JOHN
Chapter 6
John | UyCyr | 6:1 | Бир мәзгилдин кейин һәзрити Әйса Җәлилийә көлиниң (Тиберийә көли дәпму атилидиған көл) у қетиға өтти. | |
John | UyCyr | 6:2 | Зор бир топ халайиқ Униң кәйнидин әгишип маңди, чүнки улар Униң кесәлләрни сақайтқан мөҗүзилирини көргән еди. | |
John | UyCyr | 6:5 | Һәзрити Әйса бешини көтирип, зор бир топ халайиқниң Өзиниң алдиға келиватқанлиғини көрүп, Филиптин: — Шунчә көп адәмни тойдурғидәк нанни нәдин тапимиз? — дәп сориди. | |
John | UyCyr | 6:6 | Һәзрити Әйса бу сөзни уни синаш үчүн ейтқан еди, әмәлиятта қандақ қилишни Өзи биләтти. | |
John | UyCyr | 6:7 | Филип җававән: — Һәммисиниң бир бурдидин нан йейиши үчүн йерим жиллиқ киримму йәтмәйду! — деди. | |
John | UyCyr | 6:9 | — Бу йәрдә бир кичик бала болуп, униңда бәш арпа нан билән икки белиқ бар, лекин бунчивала адәм үчүн бу немигә йәтсун? — деди. | |
John | UyCyr | 6:10 | — Көпчиликни олтарғузуңлар, — деди һәзрити Әйса. У йәр кәң кәткән чимәнзарлиқ еди. Халайиқниң һәммиси олтарди. У йәрдики әрләрниң санила бәш миңчә бар еди. | |
John | UyCyr | 6:11 | Һәзрити Әйса нанларни қолиға елип, Худаға шүкүр ейтқандин кейин, олтарғанларға бөлүп бәрди. Белиқларниму шундақ қилди. Көпчилик халиғанчә йеди. | |
John | UyCyr | 6:12 | Һәммиси йәп тойғанда, һәзрити Әйса шагиртлириға: — Ешип қалғинини жиғиңлар, һеч нәрсә зайә болмисун, — деди. | |
John | UyCyr | 6:13 | Шуниң билән улар көпчиликниң бәш арпа нандин йәп ешип қалғинини он икки севәткә толтуруп жиғивалди. | |
John | UyCyr | 6:14 | Халайиқ һәзрити Әйсаниң көрсәткән бу мөҗүзисини көрүп: «Дунияға келишини Муса пәйғәмбәр алдин-ала ейтқан Пәйғәмбәр һәқиқәтән мошу екән!» дейишти. | |
John | UyCyr | 6:15 | Һәзрити Әйса уларниң Өзини исраилларниң падишаси болушқа мәҗбурлайдиғанлиғини билип, улардин айрилип, қайтидин таққа тәнһа чиқип кәтти. | |
John | UyCyr | 6:17 | Гәрчә қараңғу чүшүп кәткән болсиму, һәзрити Әйса техичә уларниң йениға кәлмигән еди. Шуниң билән улар бир кемигә олтирип, көлниң у қетидики Кәпәрнаһум шәһиригә қарап йол елишти. | |
John | UyCyr | 6:19 | Шагиртлар палақ уруп төрт-бәш чақирим йәргичә барғандин кейин, һәзрити Әйсаниң көл үстидә меңип кемигә йеқинлишиватқанлиғини көрүп қорқушуп кәтти. | |
John | UyCyr | 6:21 | Буниң билән улар һәзрити Әйсани кемигә чиқишқа чақирди. У кемигә чиққандин кейинла, улар бармақчи болған йеригә берип қалди. | |
John | UyCyr | 6:22 | Иккинчи күни көлниң у қетида қалған халайиқ түнүгүнки күндә у йәрдә пәқәт бирла кеминиң барлиғини, һәзрити Әйсаниң Өз шагиртлири билән биллә у кемигә олтармиғанлиғини, шагиртлириниң ялғуз кәткәнлигини есигә алди. | |
John | UyCyr | 6:23 | Бир нәччә кемә Тиберийә шәһиридин һәзрити Әйса дуа қилип, халайиққа нан тарқитип бәргән йәргә йеқин келип тохтиди. | |
John | UyCyr | 6:24 | Һәзрити Әйсаниң вә шагиртлириниң у йәрдә әмәслигини билгән халайиқ у кемиләргә олтирип, Кәпәрнаһум шәһиригә һәзрити Әйсани издигили маңди. | |
John | UyCyr | 6:25 | Халайиқ Уни көлниң у қетида тапқандин кейин: — Устаз, бу йәргә қачан кәлдиңиз? — дәп сорашти. | |
John | UyCyr | 6:26 | Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди: — Билип қоюңларки, силәр Мени мөҗүзилиримни көрүп чүшәнгәнлигиңлар үчүн әмәс, бәлки нанлардин халиғанчә йәп тойғанлиғиңлар үчүн издидиңлар. | |
John | UyCyr | 6:27 | Бирақ силәр бузулидиған озуқлуқ үчүн әмәс, бузулмайдиған, мәңгүлүк һаят беридиған озуқлуқ үчүн җан етип ишләңлар! Буни силәргә Инсан Оғли — Өзәм беримән, чүнки Мениң бундақ қилишимни Худа Атам тәстиқлигән. | |
John | UyCyr | 6:30 | Улар йәнә: — Сиз қандақ мөҗүзә яритиш билән бизни Өзиңизгә ишәндүрисиз? Бизгә немә қилип бәрмәкчисиз? | |
John | UyCyr | 6:31 | Әҗдатлиримиз чөлдә жүргәндә, «манна» дәп аталған нан йегән. Бу һәқтә Зәбурда: «У уларға асмандин чүширилгән нан тәғдим қилди», дейилгән. Сиз бизгә немә тәғдим қилмақчисиз? — дейишти. | |
John | UyCyr | 6:32 | Бирақ һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Билип қоюңларки, әҗдатлириңларға асмандин чүшкән нанни Муса пәйғәмбәр әмәс, бәлки Худа Атам бәргән. Мана һазирму силәргә асмандин чүшкән һәқиқий нанни Худа Атам бериватиду. | |
John | UyCyr | 6:35 | Һәзрити Әйса мундақ деди: — Һаятлиқ беридиған нан Өзәмдурмән! Мениң йенимға кәлгәнләр һәргиз ач қалмайду. Маңа ишәнгәнләр һеч қачан уссимайду. | |
John | UyCyr | 6:37 | Худа Атам Маңа тапшурғанларниң һәммиси Мениң йенимға келиду. Мениң йенимға кәлгәнләрни һәргиз ташлавәтмәймән. | |
John | UyCyr | 6:38 | Чүнки Мән Өз ирадәмни әмәс, Мени Әвәткүчиниң ирадисини әмәлгә ашуруш үчүн асмандин чүштүм. | |
John | UyCyr | 6:39 | Мени Әвәткүчиниң ирадиси болса, Униң Маңа тапшурғанлиридин бириниму йоқатмаслиғим, шундақла қиямәт күни уларниң һәммисини тирилдүрүп, мәңгүлүк һаятқа ериштүрүшүмдин ибарәт. | |
John | UyCyr | 6:40 | Чүнки Мениң Атамниң ирадиси Оғлини, йәни Мени тонуған вә Маңа ишәнгәнләрниң һәммисини мәңгүлүк һаятқа ериштүрүштур. Мән уларни қиямәт күни тирилдүрүп, мәңгүлүк һаятқа ериштүримән. | |
John | UyCyr | 6:41 | Һәзрити Әйса: «Асмандин чүшкән нан Өзәмдурмән!» дегәнлиги үчүн, йәһудийлар Униңға нарази болуп, ғудуңшишқа башлиди. | |
John | UyCyr | 6:42 | «Бу Йүсүпниң оғли Әйса әмәсму? Атисиниму, анисиниму тонуйдиған турсақ, йәнә қандақларчә: Асмандин чүштүм, дәләлисун?» дейишәтти улар. | |
John | UyCyr | 6:44 | Мени әвәткән Худа Атам Өзи кишиләрниң қәлбигә салмиса, улар Мениң йенимға келәлмәйду. Мениң йенимға кәлгән кишиләрни қиямәт күни тирилдүримән. | |
John | UyCyr | 6:45 | Пәйғәмбәрләрниң Язмилирида мундақ йезилған: «Уларниң һәммисигә Худа тәрипидин тәлим берилиду». Шуңа Атамниң тәлимини аңлиған вә Униңдин үгәнгән кишиләр Мениң йенимға келиду. | |
John | UyCyr | 6:46 | Бу Атамни бир киши көргән дегәнлик әмәс. Атамни пәқәт Униң йенидин Кәлгүчи Мәнла көргән. | |
John | UyCyr | 6:51 | Асмандин чүшкән «һаятлиқ беридиған нан» Өзәмдурмән. Кимду-ким бу «нандин» йесә, мәңгү яшайду. Бу «нан» Мениң тенимдур. Мән дуниядики инсанлар һәқиқий һаятқа егә болсун, дәп уни атимақчи. | |
John | UyCyr | 6:52 | Бу сөз билән улар хапа болушуп: — Бу адәм бизниң йейишимизгә Өз тенини қандақ берәләйду? — дейишип талаш-тартиш қилишқа башлиди. | |
John | UyCyr | 6:53 | Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Билип қоюңларки, Инсан Оғлиниң тенини йемигичә вә қенини ичмигичә силәрдә мәңгүлүк һаят болмайду. | |
John | UyCyr | 6:54 | Тенимни йегән вә қенимни ичкән киши мәңгүлүк һаятқа еришкән болиду. Мән у кишини қиямәт күни тирилдүримән. | |
John | UyCyr | 6:57 | Һаятлиқниң мәнбәси болған Атам Мени әвәтти. Мән Униң бар болғанлиғидин яшаймән. Шуниңға охшаш, Мениң тенимни йегән кишиму Мениң бар болғанлиғимдин яшайду. | |
John | UyCyr | 6:58 | Мана бу асмандин чүшкән «нандур». Әҗдатлириңлар «манна» дәп аталған нанни йегән болсиму өлди, бирақ бу нанни йегәнләр болса, мәңгү яшайду! | |
John | UyCyr | 6:59 | Һәзрити Әйса бу сөзләрни Кәпәрнаһум шәһиридики ибадәтханида тәлим бәргинидә ейтқан еди. | |
John | UyCyr | 6:60 | Нурғун шагиртлар буни аңлиғанда: — Бу тәлимни һәзим қилиш бәк тәс екән, буни ким қобул қилалисун? — дейишти. | |
John | UyCyr | 6:62 | Мабада Инсан Оғлиниң әсли кәлгән җайи — асманға көтириливатқанлиғини көрсәңлар, немә дәйсиләр? | |
John | UyCyr | 6:63 | Инсанға һаятлиқ Бәргүчи — Худаниң Роһидур. Бу иш инсанниң қолидин кәлмәйду. Силәргә ейтқан сөзлирим Худаниң Роһидин кәлгән болуп, у һаятлиқ тәғдим қилиду. | |
John | UyCyr | 6:64 | Лекин араңларда ишәнмигәнләрму бар, — деди. (Чүнки һәзрити Әйса ишәнмигәнләрни вә Өзигә сатқунлуқ қилмақчи болған кишиниң ким екәнлигини бурундин биләтти.) | |
John | UyCyr | 6:65 | — Мән силәргә дедимғу, Атам Маңа йеқинлаштурғанлардин башқа һеч ким Мениң йенимға келәлмәйду! — деди һәзрити Әйса йәнә қошумчә қилип. | |
John | UyCyr | 6:67 | Һәзрити Әйса он икки шагиртидин: — Силәрчу, силәрму Мәндин кәтмәкчиму? — дәп сориди. | |
John | UyCyr | 6:68 | Симун Петрус мундақ җавап қайтурди: — Әй Рәббим, мәңгү һаятлиқ беридиған сөзләр пәқәт Сиздила турса! Биз кимниң йениға кетәттуқ? | |
John | UyCyr | 6:70 | Һәзрити Әйса җававән: — Мән силәр он иккиңларни таллидим, бирақ араңларда бири шәйтанниң илкидидур, — деди. | |