Chapter 1
| Ruth | UyCyr | 1:1 | Исраилға сәрдарлар һөкүмранлиқ қилған чағларда дөләт ичидә ачарчилиқ йүз бәрди. У чағда Йәһуда райониниң Бәйтләһәм йезисида Әврата уруқ-җамаитидин болған Әлимәләк исимлиқ бир киши бар еди. У жутидин айрилип, аяли Наоми, шундақла Маһлон вә Килйон исимлиқ икки оғлини елип, Моаб елигә берип, у йәрдә вақитлиқ турди. Улар у йәрдики вақтида | |
| Ruth | UyCyr | 1:2 | Исраилға сәрдарлар һөкүмранлиқ қилған чағларда дөләт ичидә ачарчилиқ йүз бәрди. У чағда Йәһуда райониниң Бәйтләһәм йезисида Әврата уруқ-җамаитидин болған Әлимәләк исимлиқ бир киши бар еди. У жутидин айрилип, аяли Наоми, шундақла Маһлон вә Килйон исимлиқ икки оғлини елип, Моаб елигә берип, у йәрдә вақитлиқ турди. Улар у йәрдики вақтида | |
| Ruth | UyCyr | 1:4 | Икки оғли Моаб жутиниң қизлиридин Орпа вә Рутларға өйләнди. Улар у йәрдә он жилчә яшиғандин кейин | |
| Ruth | UyCyr | 1:6 | Наоми Моабта турған вақтида Пәрвәрдигарниң Өз хәлқигә бәхит ата қилип, уларға мол һосул бәргәнлигини аңлап, Моабтин өз жутиға қайтмақчи болди. | |
| Ruth | UyCyr | 1:7 | У икки келини билән биллә бурун туруватқан өйидин айрилип, Йәһуда зиминиға қарап меңиш йолида | |
| Ruth | UyCyr | 1:8 | икки келинигә: — Силәр әнди анаңларниңкигә қайтип кәтсәңлар. Силәр маңа вә мәрһумлириңларға яхши қариғиниңлардәк, Пәрвәрдигарму силәргә яхшилиқ қилсун. | |
| Ruth | UyCyr | 1:9 | Пәрвәрдигар силәрниң йәнә некалинип, өй-очақлиқ болуп, аманлиқта яшишиңларни несип қилсун, — деди. Шуниң билән Наоми уларни сөйүп қойди, лекин икки келин: | |
| Ruth | UyCyr | 1:10 | — Яқ! Биз сиз билән биллә сизниң хәлқиңизниң йениға кетимиз, — дәп үн селип жиғлишип кетишти. | |
| Ruth | UyCyr | 1:11 | Бирақ Наоми: — Қизлирим, қайтип кетиңлар! Немишкә мән билән кетисиләр? Ойлап беқиңлар, мән йәнә силәргә йолдаш болидиған оғул туғаламдимән? | |
| Ruth | UyCyr | 1:12 | Қайтип кетиңлар, қизлирим, меңиңлар! Мениң йешим некалиниш йешидин өтүп кәтти. Некалинишқа азирақ үмүтниму бар дәйли, әгәр мән бүгүнла әргә тегип, оғуллуқ болдумму дәйли, | |
| Ruth | UyCyr | 1:13 | силәр у оғуллар балағәткә йәткичә күтүп тураламсиләр? Силәр башқа әргә тәгмәй уларни күтәләмсиләр? Яқ! Қизлирим, бундақ болуши мүмкин әмәс, мени Худа урди, Худаниң маңа бәргән шор пешанилигини силәрниң тартишиңларниң орни йоқ, — деди. | |
| Ruth | UyCyr | 1:14 | Улар йәнә қаттиқ жиғлашти. Орпа қейинанисини сөйүп қоюп кәтти. Лекин Рут қейинанисини чиң қучақлиди. | |
| Ruth | UyCyr | 1:15 | Наоми униңға: — Рут, келин сиңлиң өз хәлқиниң вә илаһиниң йениға кәтти. Сәнму униң кәйнидин қайтқин! — деди. | |
| Ruth | UyCyr | 1:16 | Бирақ Рут: — Мени сиздин тенип, қешиңиздин кетишкә зорлимаң. Сиз нәгә барсиңиз, мәнму шу йәргә баримән. Сиз нәдә турсиңиз, мәнму шу йәрдә туримән. Сизниң хәлқиңиз мениңму хәлқим. Сизниң Худайиңиз мениңму Худайим. | |
| Ruth | UyCyr | 1:17 | Сиз қәйәрдә өлсиңиз, мәнму шу йәрдә өлимән вә шу йәргә көмүлимән. Өлүмдин башқа һеч қандақ нәрсә бизни айриветәлмәйду! Әгәр мән бу қәсимимгә әмәл қилмисам, Пәрвәрдигар мени қаттиқ җазалисун, — деди. | |
| Ruth | UyCyr | 1:18 | Рутниң өзи билән биллә кетишни қәтъий тәләп қиливатқанлиғини көргән Наоми уни қайта зорлимиди. | |
| Ruth | UyCyr | 1:19 | Улар биллә меңип Бәйтләһәмгә барди. Улар йетип барғанда, пүтүн шәһәр хәлқи аң-таң болушти. Аяллар һәйран қелишип, бир-биригә: — У расттинла Наомиму? — дейишти. | |
| Ruth | UyCyr | 1:20 | Наоми: — Мени Наоми демәй, Мара дәңлар! — деди. У йәнә уларға: — Һәммигә қадир Худа мени шор пешанә қилди. | |
| Ruth | UyCyr | 1:21 | Мән әлдин чиқип кәткинимдә, баяшәт едим, лекин Пәрвәрдигар мени қуруқ қол қайтурди. Пәрвәрдигар мени җазалиди. Һәммигә қадир Худа маңа азап-оқубәт салди. Шундақ турса, силәр мени немишкә йәнә Наоми дәп атайсиләр? — деди. | |
Chapter 2
| Ruth | UyCyr | 2:1 | Наоминиң Боаз исимлиқ бай һәм абройлуқ бир туққини бар болуп, у йолдиши Әлимәләкниң уруқ-җамаитидин еди. | |
| Ruth | UyCyr | 2:2 | Бир күни Рут Наомиға: — Мениң етизға берип башақ теришимгә мақул болсиңиз, бешимни силайдиған бирәр кишиниң кәйнидә ишләй, — деди. — Мәйли, барғин, қизим, — деди Наоми. | |
| Ruth | UyCyr | 2:3 | Рут етизға берип, омичиларниң кәйнидин меңип, чүшүп қалған арпа башақлирини тәрди. Бу етиз дәл Боазниң еди. | |
| Ruth | UyCyr | 2:4 | Рут етизда башақ териватқанда, Боаз Бәйтләһәмдин кәлди. У омичиларға: — Пәрвәрдигар силәр билән биллә болғай! — дәп салам бәрди. — Пәрвәрдигар сизгә бәхит ата қилғай! — дәп салам қайтурди улар. | |
| Ruth | UyCyr | 2:7 | У мәндин омичиларниң кәйнидин меңип, бағламларниң арисидин йәргә чүшүп қалған башақларни теривелишни өтүнгән еди. Сәһәрдин бери ишләп, кәпидә пәқәт бир аз арам елип, йәнә ишләватиду, — дәп җавап бәрди. | |
| Ruth | UyCyr | 2:8 | Боаз Рутниң йениға берип, униңға: — Әй қизим, гепимгә қулақ сал! Сән башақни башқиларниң етизлириға берип тәрмәй, бу йәрдә қелип, аял хизмәткарлиримниң қешида тәргин. | |
| Ruth | UyCyr | 2:9 | Әр хизмәткарлирим қәйәрдә ома ориса, сән аял хизмәткарлирим билән биллә әшу йәргә бар. Әр омичилиримға сени бозәк қилмаслиғини тапилаймән. Уссисаң, улар тошқузуп қойған комзәкләрдин су елип ичкин, — деди. | |
| Ruth | UyCyr | 2:10 | Рут Боазға тизлинип, бешини йәргә тәккүзүп: — Мән бир мусапир турсам, немишкә бешимни силап, бунчивала ғәмхорлуқ қилисиз? — деди. | |
| Ruth | UyCyr | 2:11 | Боаз униңға: — Сән тул қалғандин кейин, қейинанаңға қилған вападарлиғиңни аңлиған едим. Сениң ата-анаң вә өз жутуңдин қандақ айрилип, бу ят хәлиқ ичигә қандақчә келип қалғанлиғиңдин толуқ хәвирим бар. | |
| Ruth | UyCyr | 2:12 | Пәрвәрдигар қилған яхшилиқлириңни өзәңгә яндурғай. Сән қанити астида паналиқ издигән Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар саңа мол илтипатини яғдурғай, — деди. | |
| Ruth | UyCyr | 2:13 | Рут униңға: — Ғоҗам, сиз маңа әң чоң яхшилиқ қилдиңиз, гәрчә мән сизниң қиз хизмәткарлириңиздин болмисамму, маңа шундақ мулайим сөзләрни қилип, көңлүмгә тәсәлла бәрдиңиз, — дәп җавап қайтурди. | |
| Ruth | UyCyr | 2:14 | Тамақ вақти болғанда, Боаз Рутқа: — Қени, кәлгин, нанға еғиз тәккин. Аччиқ суға тәккүзүп йегин, — деди. Рут омичилар билән биллә олтарди. Боаз униңға талқандин елип бәрди. У тойғичә йеди вә ашуруп қойди. | |
| Ruth | UyCyr | 2:15 | Рут орнидин туруп йәнә башақ тәргили кәткәндә, Боаз әр омичиларға: — У орулған бағламларниң арисида жүрүп тәрсиму тосимаңлар вә рәнҗитмәңлар. | |
| Ruth | UyCyr | 2:16 | Һәтта униң үчүн бағламлардин азирақ суғирип чиқирип қоюңлар. Уни әйиплимәңлар, — дәп тапилиди. | |
| Ruth | UyCyr | 2:17 | Шуниң билән Рут кәч киргичә етизда ишлиди. У терип кәлгән башақларни соққанда, йерим халта дегидәк дан чиқти. | |
| Ruth | UyCyr | 2:18 | Рут арписини елип шәһәргә қайтип кәлгәндә, қейинаниси униң тәргән арписини көрди, Рут ешип қалған тамиғини елип униңға бәрди. | |
| Ruth | UyCyr | 2:19 | Наоми униңдин: — Бунчивала көп арпини қәйәрдин терип кәлдиң? Сән кимниң етизида иш қилдиң? Саңа ғәмхорлуқ қилған шу кишигә Худа бәхит бәрсун! — деди. Рут қейинанисиға өзиниң Боазниң етизида ишлигәнлигини ейтип бәрди. | |
| Ruth | UyCyr | 2:20 | Наоми роһланған һалда: — Бизгә меһир-шәпқитини көрситиш арқилиқ бизниң өлүп кәткән йолдашлиримизгә садиқ болған Боазға Пәрвәрдигар зор бәхит яғдурсун! — дәп дуа қилди. У йәнә: — У киши бизниң йеқин туққанлиримизниң бири болиду. Униң бизгә қараш җавапкәрчилиги бар, — деди. | |
| Ruth | UyCyr | 2:21 | — Йәнә мениң таки ома аяқлашқичә өз омичилириниң кәйнидин башақ теришимгә рухсәт бәрди, — деди Рут. | |
| Ruth | UyCyr | 2:22 | Наоми келинигә: — Шундақ қилғин, қизим! Боазниң аял хизмәткарлири билән биллә ишлигин. Әгәр башқа кишиләрниң етизлириға барсаң, сени бозәк қилиши мүмкин, — деди. | |
Chapter 3
| Ruth | UyCyr | 3:1 | Бир мәзгил өткәндин кейин, Наоми келини Рутқа: — Һәй қизим, мән саңа баш пана болидиған бир әр тапай. Сән әнди өй-очақлиқ болуп қалғин. | |
| Ruth | UyCyr | 3:2 | Сән аял хизмәткарлири билән биллә ишлигән Боазниң бизгә туққан екәнлигини билисәнғу. Сөзүмни аңла! Бүгүн кәчтә у хаманда арпа соқиду. | |
| Ruth | UyCyr | 3:3 | Сән үсти-бешиңни жуюп, өзәңгә әтир чечип, чирайлиқ кийимлириңни кийип, хаманға барғин. Лекин у йәп-ичип болғичә, сениң у йәргә барғанлиғиңни туюп қалмисун. | |
| Ruth | UyCyr | 3:4 | Униң ятидиған йерини көрүвал. У йетип қалғандин кейин, сәздүрмәй берип йотқинини ечип, униң аяқ тәрипидә йетивалсаң, у саңа немә қилиш керәклигини ейтиду, — деди. | |
| Ruth | UyCyr | 3:7 | Боаз йәп-ичип болғандин кейин, көңли азадә болуп раһәтләнди вә хаман догисиниң кәйнидә йетип, уйқиға кәтти. Рут тивиш чиқармай келип, униң йотқининиң аяқ тәрипини ечип қоюп, шу йәрдә ятти. | |
| Ruth | UyCyr | 3:8 | Түн йерим болғанда Боаз музлап кәткәнликтин ойғинип, алдиға иңишкәндә аяқ тәрипидә бир аялниң ятқинини көрүп, һәйран болуп: | |
| Ruth | UyCyr | 3:9 | — Сән ким? — дәп сориди. У: — Бу мән, чакириңиз Рут. Сиз маңа қараш җавапкәрчилиги бар болған йеқин туққиним. Шуңа маңа қанитиңизни сайә қилип, мени әмриңизгә алсиңиз! — деди. | |
| Ruth | UyCyr | 3:10 | Боаз униңға: — Әй қизим, Пәрвәрдигар саңа көп бәхит ата қилсун! Сениң һазир йолдишиңниң уруқ-җамаитигә көрситиватқан садақитиң бурун көрсәткән садақитиңдинму артуқтур. Чүнки сән пули болсун-болмисун яш бирини тапалаттиң, лекин ундақ қилмидиң. | |
| Ruth | UyCyr | 3:11 | Қизим, ғәм қилма! Сениң тәләп қилғанлириңниң һәммисини мән орунлап беримән, чүнки шәһәрдикиләрниң һәммиси сениң бир яхши аял екәнлигиңни билиду. | |
| Ruth | UyCyr | 3:12 | Мән һәқиқәтән сениң йеқин туққиниң, бирақ билгинки, саңа мәндинму йеқин йәнә бир адәм бар. | |
| Ruth | UyCyr | 3:13 | Бүгүн кечә бу йәрдә қал. Әтә сәһәрдә мән униң билән параңлишип, униң саңа туққанлиқ һәққини өтәшни халайдиған-халимайдиғанлиғини билип бақай. У өзиниң борчини ада қилип, сени илкигә алса, яхши болатти; әгәр халимиса мәңгү һаят Пәрвәрдигар алдида қәсәм қилимәнки, сени өзәм әмримгә елип, бу борчни ада қилимән. Әнди сән таң атқичә бу йәрдә йетип тур! — деди. | |
| Ruth | UyCyr | 3:14 | Рут униң аяқ тәрипидә ятти. Лекин таң етиштин бурун орнидин турди, чүнки Боаз униң бу йәргә кәлгәнлигини башқиларниң билип қелишини халиматти. | |
| Ruth | UyCyr | 3:15 | Боазму орнидин туруп, униңға: — Йепинчаңни ечип тутуп тур, — деди. У шундақ қилди. Боаз униңға икки халта дегидәк арпини қуюп берип, мүрисигә артип қоюп, өзи шәһәргә кәтти. | |
| Ruth | UyCyr | 3:16 | Рут өйигә қайтип барғинида, қейинаниси униңдин: — Ишлириң қандақ болди, қизим? — дәп сориди. Рут Боазниң өзигә қилғанлирини қейинанисиға ейтип бәрди. | |
| Ruth | UyCyr | 3:17 | — У мени сизниң алдиңизға қуруқ қол қайтмисун дәп, бу йепинчидики арпини бәрди, — деди Рут. | |
Chapter 4
| Ruth | UyCyr | 4:1 | Шу арида Боаз шәһәр дәрвазисиға берип, у йәрдә олтарди. Узун өтмәй өзи ейтқан Әлимәләкниң әң йеқин туққиниму у йәрдин өтүп қалди. Боаз униңға: — Бурадәр, бу йәргә келип олтар! — дәп чақирди, у келип олтарди. | |
| Ruth | UyCyr | 4:2 | Боаз йәнә шәһәрдин он нәпәр йәрлик пешқәдәмлирини тәклип қилип, уларниму бу йәрдә олтарғузди. Көпчилик олтирип болғандин кейин, | |
| Ruth | UyCyr | 4:3 | у һелиқи туққиниға: — Бурадиримиз Әлимәләкниң аяли Наоми Моабтин қайтип келип, өзлиригә тәвә зиминини сатмақчи болуватиду. | |
| Ruth | UyCyr | 4:4 | Шуңа сени бу иштин хәвәрләндүрмәкчимән. Әгәр сән бу йәрни елишни халисаң, мошу йәрдә олтарған пешқәдәмләр вә хәлиқ алдида алғин. Әгәр халимисаңму мәйли, очуқ ейтқин, буни мениң елишим керәк, чүнки алди билән сениң елиш һоқуқуң бар. Андин кейин новәт маңа келиду, — деди. Һелиқи туққини: — Алимән, — деди. | |
| Ruth | UyCyr | 4:5 | Боаз униңға: — Хоп! Әгәр сән у зиминни Наомидин алсаң, мәрһумниң моаблиқ тул аяли Рутниму некайиңға елип, мәрһумниң намини сақлап қелиш үчүн әвлат қалдуруп, әвладиға бу йәрни мирас қилишиң керәк, — деди. | |
| Ruth | UyCyr | 4:6 | У киши: — Ундақта бу йәрни елиш һоқуқумдин ваз кечимән, чүнки балилиримға қалидиған мирас бөлүнүп кетидикән. Сән алғин! Мән алалмаймән, — дәп җавап бәрди. | |
| Ruth | UyCyr | 4:7 | Әйни вақитларда исраиллиқларниң мал-мүлүк, сода-сетиқ ишлирида мундақ бир адәт бар еди. У болсиму, сатқучи өз аяқ кийимини йешип, алғучиға берәтти. Улар сода-сетиқниң пүткәнлигини мошу усул билән ипадиләтти. | |
| Ruth | UyCyr | 4:9 | Боаз у йәрдики ақсақаллар һәм җамаәткә: — Әй җамаәт, гепимгә қулақ селиңлар! Бүгүн һәммиңлар гувачи, мән Наомидин Әлимәләкниң мираси, йәни Килйон билән Маһлонға тәвә болған йәр-зиминларни өзәмниң илкимгә алимән. | |
| Ruth | UyCyr | 4:10 | Шуниң билән биллә өлгән кишиниң мирасиға варис қалдуруш үчүн һәм униң наминиң бурадәрлирим арисида унтулуп қелип, өз жути ичидә өчмәслиги үчүн, мәрһум Маһлонниң аяли моаблиқ Рутниму әмримгә алимән. Бүгүн силәр бу ишларға гува болғайсиләр, — деди. | |
| Ruth | UyCyr | 4:11 | Дәрвазиниң йенидики ақсақаллар вә җамаәт: — Шундақ, биз гувачидурмиз. Пәрвәрдигар Яқупниң аяллири Раһилә билән Леяһқа нурғун пәрзәнт бәргинидәк, аялиң Рутқиму көп пәрзәнт ата қилғай. Әврата уруқ-җамаитидә бай болғайсән. Бәйтләһәмдә намиң иззәт-аброй тапқай. | |
| Ruth | UyCyr | 4:12 | Пәрвәрдигар бу яш аялдин саңа нурғун әвлат ата қилғай, уруқ-җамаитиңни Тамарниң Йәһудаға туғуп бәргән оғли Парәсниң уруқ-җамаитигә охшаш ават қилғай, — дәп дуа қилишти. | |
| Ruth | UyCyr | 4:13 | Шундақ қилип, Боаз Рутни әмригә елип, улар бир тәһийигә баш қойди. Пәрвәрдигарниң қудрити билән Рут һамилдар болуп, бир оғул туғди. | |
| Ruth | UyCyr | 4:14 | Шәһәрдики аяллар Наомиға: — Пәрвәрдигарға мәдһийиләр ейтилсун! У бүгүн сизгә таянч болидиған бир нәврә ата қилди. Униң нами Исраилда иззәт-аброй тапсун. | |
| Ruth | UyCyr | 4:15 | Сиз үчүн йәттә оғулдинму әвзәл келиниңиз сизгә муһәббәт көрсәтти, һазир у сизгә бир нәврә туғуп бәрди. Бу нәвриңиз сизгә йеңи һаятий күч бәхит етип, қерип қалған вақтиңизда таянчиңиз болиду, — дейишти. | |
| Ruth | UyCyr | 4:17 | Хошна аяллар бәс-бәстә: — Наоми бир оғул нәврилик болди! — дейишип, балиға Обид дәп ат қойди. Обид болса Йишайниң атиси еди. Йишай болса падиша Давутниң атиси еди. | |
| Ruth | UyCyr | 4:18 | Парәстин Давутқичә болғанларниң нәсәбнамиси: Парәс Һесронниң атиси, Һесрон Рамниң атиси, Рам Амминадабниң атиси, Амминадаб Наһшонниң атиси, Наһшон Салмонниң атиси, Салмон Боазниң атиси, Боаз Обидниң атиси, Обид Йишайниң атиси, Йишай болса Давутниң атисидур. | |
| Ruth | UyCyr | 4:19 | Парәстин Давутқичә болғанларниң нәсәбнамиси: Парәс Һесронниң атиси, Һесрон Рамниң атиси, Рам Амминадабниң атиси, Амминадаб Наһшонниң атиси, Наһшон Салмонниң атиси, Салмон Боазниң атиси, Боаз Обидниң атиси, Обид Йишайниң атиси, Йишай болса Давутниң атисидур. | |
| Ruth | UyCyr | 4:20 | Парәстин Давутқичә болғанларниң нәсәбнамиси: Парәс Һесронниң атиси, Һесрон Рамниң атиси, Рам Амминадабниң атиси, Амминадаб Наһшонниң атиси, Наһшон Салмонниң атиси, Салмон Боазниң атиси, Боаз Обидниң атиси, Обид Йишайниң атиси, Йишай болса Давутниң атисидур. | |
| Ruth | UyCyr | 4:21 | Парәстин Давутқичә болғанларниң нәсәбнамиси: Парәс Һесронниң атиси, Һесрон Рамниң атиси, Рам Амминадабниң атиси, Амминадаб Наһшонниң атиси, Наһшон Салмонниң атиси, Салмон Боазниң атиси, Боаз Обидниң атиси, Обид Йишайниң атиси, Йишай болса Давутниң атисидур. | |