Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 33
Psal UyCyr 33:2  Махтаймән һәр дайим Пәрвәрдигарни, Чүшәрмәсмән ағзимдин мәдһийиләшни.
Psal UyCyr 33:3  Чин дилимдин апирин ейтимән Пәрвәрдигарға, Аңлап буни аҗизлар чөмүләр хошаллиққа.
Psal UyCyr 33:4  Мәдһийиләйли бирликтә Пәрвәрдигарниң бүйүклүгини, Улуқлайли һәммимиз Униң намини.
Psal UyCyr 33:5  Иҗавәт қилип Пәрвәрдигар дуайимни, Һәммә вәһимиләрдин халас қилди мени.
Psal UyCyr 33:6  Нурлинар чеһри бақса ким сеғинип Худаға, Йәргә қарап қалмас уларниң йүзлири әсла.
Psal UyCyr 33:7  Пәрвәрдигар аңлап бечариниң налисини, Һәммә азаплардин қутқузди мени.
Psal UyCyr 33:8  Һәр тәрәптин қоғдап Худаниң пәриштиси, Қутқузар ховуптин Пәрвәрдигарға ихласмәнләрни.
Psal UyCyr 33:9  Һис қилғин вә билгин Худаниң меһриванлиғини, Шунчилик бәхитлик болар башпана қилғанлар Уни.
Psal UyCyr 33:10  Пәрвәрдигарға ихлас қилиңлар, әй Униң садақәтмәнлири, Униңға ихлас қилғанларниң кам болмас һеч нәрсиси.
Psal UyCyr 33:11  Уссуз вә ач қелиши мүмкин күчлүк арсланлар, Амма қалмас һеч муһтаҗлиқта Пәрвәрдигарға үмүт бағлиғанлар.
Psal UyCyr 33:12  Келиңлар, әй балилирим, қулақ селиңлар сөзүмгә, Пәрвәрдигарға ихлас қилишни үгитәй силәргә.
Psal UyCyr 33:13  Кимки халиса һаяттин зоқлинишни, Бәхитлик яшап, узун өмүр көрүшни,
Psal UyCyr 33:14  Тартсун тилини яман сөздин, Чиқмисун ялған сөзләр ләвлиридин.
Psal UyCyr 33:15  Яманлиқтин баш тартип, қилсун яхшилиқ, Издисун теч-аманлиқ.
Psal UyCyr 33:16  Пәрвәрдигар нәзәр салар һәққанийларға, Җавап берәр уларниң илтиҗалириға.
Psal UyCyr 33:17  Йүз өрәр Пәрвәрдигар яманлардин, Йоқ қилар намлирини йәр йүзидин.
Psal UyCyr 33:18  Қулақ салар Пәрвәрдигар налә қилса һәққанийлар, Уларни барлиқ азаплардин қутулдурар.
Psal UyCyr 33:19  Мискинләргә йеқиндур Пәрвәрдигар, Роһи азап чәккәнләрни қутқузар.
Psal UyCyr 33:20  Көп болар һәққаний адәм дуч кәлгән қийинчилиқлар, Амма улардин халас қилар Пәрвәрдигар.
Psal UyCyr 33:21  Аман сақлар Худа униң барлиқ сүйәклирини, Һәтта сунуқ қилмас бир тал устихинини.
Psal UyCyr 33:22  Өлүм елип келәр өзлиригә яманларниң қилмишлири, Җазалинар өч көргәнләр һәққанийларни.
Psal UyCyr 33:23  Қутқузар садақәтмәнлириниң һаятини Пәрвәрдигар, Кимки Уни пана қилса җазадин хали болар.