Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 49
Psal UyCyr 49:1  Қадир Худа — Пәрвәрдигар чақириқ қилди җаһан әһлигә, Шәриқтин-ғәрипкичә болған пүткүл йәр йүзидикиләргә.
Psal UyCyr 49:2  Худаниң парлақ нури чақниди Сиондин, Гөзәлликниң камалити болған әшу макандин.
Psal UyCyr 49:3  Рәббимиз сүкүт қилип турмас һәргиз, кәлмәктә У, Алдида от ялқуни ялмап келәр, Әтрапида боран-чапқун һувлап келәр.
Psal UyCyr 49:4  У чақирип асман билән зиминни гувалиққа, Дәйду мундақ, Өз хәлқини тартиш үчүн сораққа:
Psal UyCyr 49:5  «Һозурумға жиғиңлар Маңа садиқ хәлқимни, Қурванлиқ қилип Мән билән келишим түзгәнләрни».
Psal UyCyr 49:6  Асманда намайән болар Худаниң һәққанийлиғи, Бәрһәқ, аләмниң сорақчисидур Худа Өзи. Селаһ
Psal UyCyr 49:7  «Мән Худадурмән, силәрни яратқан Худа, Әй хәлқим, қулақ селиңлар Маңа, Әй исраил, шикайитим бар саңа.
Psal UyCyr 49:8  Қурванлиғиң үчүн әйиплимәймән сени, Әйиплимәймән дайим атиған көйдүрмә қурванлиғиңни.
Psal UyCyr 49:9  Лазим әмәстур Маңа еғилиңдики буқилириң, Яки қораңдики өшкилириң.
Psal UyCyr 49:10  Чүнки Мениңкидур орманлардики барлиқ һайванлар, Миңлиған яйлақлардики мал-варанлар.
Psal UyCyr 49:11  Маңа тәвәдур тағлардики учар қанатлар, Даладики җими җаниварлар.
Psal UyCyr 49:12  Соримасмән сәндин қосиғим ачса мабада, Чүнки бу дуния, униңдики бар нәрсиләр тәвәдур Маңа.
Psal UyCyr 49:13  Әҗәва, Мән йәрмәнму буқа гөшини, Ичәрмәнму өшкә қенини?
Psal UyCyr 49:14  Қурванлиқ сүпитидә шүкүрләрни ейт Маңа, Вапа қил бәргән вәдәңгә Мән улуқ Худаға.
Psal UyCyr 49:15  Чақир Мени һәр вақит күн чүшсә бешиңға, Қутқузимән сени, улуқлайсән Мени шунда».
Psal UyCyr 49:16  Амма Худа дәйдуки яманларға: «Немә һәққиң бар җакалашқа қаидә-низамлиримни? Немә һәққиң бар тилға елишқа келишимимни?
Psal UyCyr 49:17  Өч көридиған турсаң тәлимлиримни, Рәт қилидиған турсаң сөзлиримни.
Psal UyCyr 49:18  Достлишисән оғри билән, Арилишисән зинахор билән.
Psal UyCyr 49:19  Яман сөзләрдин тартмайсән тилиңни, Тилиң тоқуп чиқар ялғанчилиқларни.
Psal UyCyr 49:20  Олтиривелип қара чаплайсән туққиниңға, Төһмәт қилисән бир қосақ қериндишиңға.
Psal UyCyr 49:21  Сүкүт қилдим қилғиниңда бу ишларни, Өзәңгә охшаш дәп ойлидиң шуңа Мени. Бирақ Мән әйипләймән чоқум сени, Алдиңға қойимән қилмишлириңни.
Psal UyCyr 49:22  Әй Мени унтуғанлар, яхши ойлаңлар қилмишиңларни, Болмиса бит-чит қиливетимән һәммиңларни. У чағда һечким қутқузалмас силәрни.
Psal UyCyr 49:23  Қурванлиқ сүпитидә Маңа шүкүр ейтқанлар Мени улуқлар, Шундақ қилип, ниҗатлиғимға еришмәк үчүн йол һазирлар».