Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 73
Psal UyCyr 73:1  Рәт қилдиң бизни нечүн, әй Худа, Бизни шундақ мәңгү унтуп қаламсән? Сениң илкиңдики биздәк қойлириңға Нечүн ғәзәп отлириңни чачисән?
Psal UyCyr 73:2  Төләм төләп азат қилған қовумиңни әскә алғин, Мүлкүм болсун дәп қутқузған қәбиләңни әскә алғин, Өзәң макан қилған Сион теғини әскә алғин.
Psal UyCyr 73:3  Келип көргин харап болған муқәддәс җайиңни, Дүшмәнләр уруп-чеқип вәйран қилған униңдики нәрсиләрни.
Psal UyCyr 73:4  Дүшмәнлириң давраң селишти муқәддәс җайиңда, Ғалибисигә тәнтәнә қилишти туғлирини қадап унда.
Psal UyCyr 73:5  Өзлирини көз-көз қилишти худди һуҗумчилардәк, Палтилирини ойнитишти худди орман кәскүчидәк.
Psal UyCyr 73:6  Андин улар муқәддәс җайиңға кирди, Палта вә болқа билән нәқишләрни чеқишти.
Psal UyCyr 73:7  Әй Худа, улар муқәддәс җайиңға от қоюшти, Саңа ибадәт қилидиған җайни дәпсәндә қилишти.
Psal UyCyr 73:8  Көңүллиридә ойлап улар «бойсундурайли биз уларниң һәммисини», Көйдүрүвәтти Худаниң зиминдики муқәддәс җайлирини.
Psal UyCyr 73:9  Карамәтлириң ғайип болди аримиздин, Пәйғәмбәрму кәтти жирақ йенимиздин. Қачанғичә давам қилар бу ишлар-һә, Һечким билмәс буни әгәр сорап бақсаң һәммисидин.
Psal UyCyr 73:10  Дүшмәнлириң мәсқирә қилар Сени Худа қачанғичә? Һақарәткә қаларму намиң Сениң әбәткичә?
Psal UyCyr 73:11  Немишкә тартивалдиң қолуңни, еһ Худа оң қолуңни? Қолуңни қойниңдин елип Худа йоқатқайсән уларни!
Psal UyCyr 73:12  Әзәлдин бизгә шаһ болуп кәлгән едиң Худа, Қазанғантиң ғалибиләрни биз үчүн зиминимизда.
Psal UyCyr 73:13  Күчүң билән иккигә бөлгән едиң деңиз сүйини, Ярған едиң униңдики әҗдиһаларниң башлирини.
Psal UyCyr 73:14  Чаққан едиң деңиздики ливятанниң башлирини, Бәргән едиң чөлдики һайванларға озуқ қилип гөшлирини.
Psal UyCyr 73:15  Булақ көзини ечип йәрдин һасил қилғантиң ериқларни, Қурутқантиң тохтимай еқиватқан дәрияларни.
Psal UyCyr 73:16  Яраттиң Сән күн вә түн һәр иккилисини, Орунлаштурдуң өз орниға ай вә күнни.
Psal UyCyr 73:17  Айридиң барлиқ чегариларни, Пәйда қилдиң Өзәң яз билән қишни.
Psal UyCyr 73:18  Есиңдә тутқайсән, әй Пәрвәрдигар, Дүшмәнлириңниң мәсқирә қилғанлирини. Унтумиғайсән, әй Пәрвәрдигар, Әқилсиз хәлиқниң көзгә илмиғанлирини.
Psal UyCyr 73:19  Тутуп бәрмигин вәһший дүшмәнгә панасиз бәндилириңни, Мәңгү унтумиғин езилгән мөмүнлириңниң һаятини.
Psal UyCyr 73:20  Биз билән түзгән келишимиңни есиңгә алғин Худа, Зорлуқ вә зомбулуқлар ямрап кәтти, Зиминдики қараңғулуқ қаплиған булуңларда.
Psal UyCyr 73:21  Езилгәнләр йәргә қарап қалмисун, Улар Сениң намиңға мәдһийиләр оқусун.
Psal UyCyr 73:22  Аримизға йенип келип, әй Худа, Намиңни қоғдиғина қайтидин. Әқилсиз кишиләрниң һәр дайим Мәсқирә қилғанлирини чиқармиғин ядиңдин.
Psal UyCyr 73:23  Дүшминиңниң чуқанлири болсун дайим есиңдә, Тохтимиди уларниң давраңлири техичә.