Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next
Chapter 93
Psal UyCyr 93:1  Әй җазалиғучи Пәрвәрдигар, әй Худа, Әй җазалиғучи Пәрвәрдигар чачқин шола.
Psal UyCyr 93:2  Әй җаһан Сорақчиси, чиқип оттуриға, Лайиғида җаза бәргин тәкәббурларға.
Psal UyCyr 93:3  Әй Пәрвәрдигар, яманлар қачанғичә махтинар, Қачанғичә бешини көтирип жүрүшәр улар?
Psal UyCyr 93:4  Валақлишиду тәкәббурлуқ билән улар, По атиду у яманлиқ қилғучилар!
Psal UyCyr 93:5  Сән таллиған қовумуңни езип улар, Саңа тәвә болғанларға зулум салар.
Psal UyCyr 93:6  Қирғин қилип тул хотун, ғерипларни, Өлтүриду панасиз житимларни.
Psal UyCyr 93:7  Улар дәр: «Көрмәйду Пәрвәрдигар, Яқупниң Худаси билмәйду әсла».
Psal UyCyr 93:8  Әй әлниң әқилсизлири, ойлап беқиңлар! Әй ахмақлар, қачан болар әқлиңлар?
Psal UyCyr 93:9  Аңлимасму қулақни яратқучи? Көрмәсму көзни ата қилғучи?
Psal UyCyr 93:10  Ят әлләрни җазалиғучи Худа җазалимасму силәрни? Инсанға әқил үгәткүчи тәрбийилимәсму адәмни?
Psal UyCyr 93:11  Худа билиду инсанниң ой-пикрини, Бекардур хиялларниң һәммиси.
Psal UyCyr 93:12  Бәхитликтур Сән тәрбийилигән киши, әй Пәрвәрдигар, Инсан тәрбийәңдин, тәлимиңдин бәхит тапар!
Psal UyCyr 93:13  Сән уларни аман қилисән яман күнләрдә, Таки яманлар ориға чүшүп һалак болғичә.
Psal UyCyr 93:14  Пәрвәрдигар Өз қовумини рәт қилмас, Өзигә мәнсүп болғанларни ташлап кәтмәс.
Psal UyCyr 93:15  Һөкүм-пәрман һоқуқи қайтар һаман адаләткә, Қәлби паклар һимайә қилар адаләтниң кәйнидә.
Psal UyCyr 93:16  Яманлардин қоғдайду мени ким чиқип оттуриға? Ким турар мән тәрәптә қарши һалда яманларға?
Psal UyCyr 93:17  Әгәр ярдәм бәрмигән болса еди маңа Худа, Ятар едим җим-җитлиқ қаплиған өлүкләр маканида.
Psal UyCyr 93:18  Әй Пәрвәрдигар, тейилип кетәй дегинимдә, Йөлидиң мени мәңгүлүк муһәббитиңдә.
Psal UyCyr 93:19  Ғәм-қайғу, әндишидә қалғинимда, Шатландурисән тәсәлла берип маңа.
Psal UyCyr 93:20  Саңа дост болалмас чирикләшкән әмәлдарлар, Қанунни қалқан қилар қилғанлирида әски ишлар.
Psal UyCyr 93:21  Улар бирлишәр һәққанийларни өлтүрүшкә, Һөкүм қилар бегуналарни өлүмгә.
Psal UyCyr 93:22  Пәрвәрдигар қорғинимдур, Панагаһим — қорам тешимдур.
Psal UyCyr 93:23  Гуналири үчүн Худа уларни җазалар, Яманлиғи үчүн Худа уларни һалак қилар, Шундақ, Пәрвәрдигаримиз уларни қирип ташлар.