Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 138
Psal UyCyr 138:1  Әй Пәрвәрдигар, көрдүң қәлбимни, Билдиң мени.
Psal UyCyr 138:2  Билисән олтирип-қопушумни, Чүшинисән жирақтинму ойлиримни.
Psal UyCyr 138:3  Көрүп турисән жүрүш-турушумни, Ениқ уқисән барлиқ ишлиримни.
Psal UyCyr 138:4  Әй Пәрвәрдигар, билисән сөзлиримни, Һәтта еғизимдин чиқармаста уларни.
Psal UyCyr 138:5  Бардурсән әтрапимда, Қойдуң қолуңни бешимға.
Psal UyCyr 138:6  Қудритиң мени һәйран қилар шунчә, Әқлим йәтмәс бу сирларни билишкә.
Psal UyCyr 138:7  Нәгиму баралаймән мөкүп жүрүп Роһуңдин, Нәгиму кетәләймән қечип чиқип қойнуңдин.
Psal UyCyr 138:8  Асманға чиқсамму барсән у йәрдә, Өлүкләр дияриға кирсәмму барсән у йәрдә.
Psal UyCyr 138:9  Пәрваз қилип қанитида сәһәрниң, Тутсам макан әң четидә деңизниң.
Psal UyCyr 138:10  У йәрдиму йетәкләр қолуң, Йөләр мени оң қолуң.
Psal UyCyr 138:11  Мөкүнүвалай дәп ойлисамму қараңғулуққа, Әтрапимдики йоруқлуқ гәр түнгә айланса,
Psal UyCyr 138:12  Түн зулмити қараңғу көрүнмәс Саңа, Кечә гоя күндүздәк йоруп турар, Қараңғулуқ йоқтур Сән үчүн әсла.
Psal UyCyr 138:13  Шундақ, Сән яраттиң ички әзалиримни, Төрәлдүрдүң анамниң қосиғида мени.
Psal UyCyr 138:14  Шүкүр-рәхмәт ейтимән Саңа, Чүнки қалтис, аламәт яраттиң мени. Шунчә карамәт иҗадийәтлириң, Яхши билимән қәлбимдә буни.
Psal UyCyr 138:15  Мени йошурун яратқиниңда, Пүтүлгәндә анамниң қосиғиға, Саңа йочун әмәсти теним әсла.
Psal UyCyr 138:16  Көргән едиң һамилә чеғимда мени, Кәлмәй туруп һаятимниң тунҗа күни, Тәғдирим дәптириңгә йезилған еди.
Psal UyCyr 138:17  Шунчә қәдирликтур мән һәққидики ойлириң, әй Худа, Уларниң сани нәқәдәр көптур әсла.
Psal UyCyr 138:18  Санимақ болсам уларни қумдинму көптур һәтта, Әтигәндә ойғанғинимда мән һәққидә ойлайсән йәнила.
Psal UyCyr 138:19  Әй Худа, җуда қилғин яманларни җенидин, Әй қанхорлар, жирақ қечиңлар мениңдин.
Psal UyCyr 138:20  Күпүрлүк сөзләр Сән һәққидә, әй Худа, Дүшмәнлириң намиңни қалаймиқан елип тилға.
Psal UyCyr 138:21  Әй Пәрвәрдигар, Саңа өч болғанларға өч болмасмәнму? Саңа һуҗум қилғанлардин жиркәнмәсмәнму?
Psal UyCyr 138:22  Уларға өч болимән чиш-тирниғимғичә, Уларни дүшмән һесаплаймән өзәмгә.
Psal UyCyr 138:23  Көргин қәлбимни, әй Худа билгин мени, Синап көр мени, билгин ой-хияллиримни.
Psal UyCyr 138:24  Баққин бирәр яманлиқ барму-йоқ мәндә, Мәңгүлүк йолуңда мени йетәклә.