NEHEMIAH
Chapter 7
Nehe | UyCyr | 7:1 | Сепил пүтүп, дәрвазиларға қанатлар орнитилип болған еди. Ибадәтхана дәрвазивәнлири, мунаҗәтчилири вә башқа лавийлар хизмәтләргә тәхсим қилинди. | |
Nehe | UyCyr | 7:2 | Мән Йерусалимни башқурушқа қериндишим Хананини вә ишәнчлик, башқиларға қариғанда техиму ихласмән қорған командани Һананяни тайинлидим. | |
Nehe | UyCyr | 7:3 | Мән уларға: — Йерусалим дәрвазилирини чиңқи чүштә ачмаңлар, дәрвазивәнләр вәзипә өтәватқанда тақақлар селинип дәрвазилар етилсун! Йерусалим аһалисидин бәзиләрни қаравуллуққа, бәзиләрни өз өйлириниң әтрапини чарлашқа муһапизәтчиликкә тайинлаңлар! — дедим. | |
Nehe | UyCyr | 7:4 | Бу вақитта Йерусалим наһайити чоң болсиму, аһалиси анчә көп әмәс, өйләрму анчә селинмиған еди. | |
Nehe | UyCyr | 7:5 | Худа мениң җамаәт әрбаплири, әмәлдарлар вә пухраларни жиғип, уларниң нәсәбнамисини тәкшүрүп чиқишимни көңлүмгә салди. Мән биринчи қетим сүргүндин Йәһудийәгә қайтип кәлгәнләрниң нәсәбнамә хатирисини таптим. Униңда мундақ хатириләнгән: | |
Nehe | UyCyr | 7:6 | Мана бу Бабилдики әсирдин қайтқан йәһудий сүргүнләрниң тизимлиги. Нибукаднәзәр падиша бурун уларни Бабилға палиған еди. Бирақ һазир улар өз жути Йәһудийәниң Йерусалим вә башқа җайлириға қайтип кәлди. | |
Nehe | UyCyr | 7:7 | Зируббабәл, Йешува, Нәхәмия, Азаря, Раамя, Нахамани, Мордикай, Билшан, Миспар, Бигвай, Нихум вә Бааналар уларға йетәкчилик қилип қайтуруп кәлди. Сүргүндин қайтип кәлгән Исраил әрләрниң сани төвәндикичә: | |
Nehe | UyCyr | 7:45 | ибадәтхана дәрвазивәнлири Шаллум, Атер, Талмон, Аққуб, Хатита вә Шобай җамаәтлиридин 138 киши. | |
Nehe | UyCyr | 7:61 | Телмәлах, Телхарша, Кируб, Аддон вә Иммер дегән җайлардин кәлгән бир топ кишиләр өзлириниң Исраил әвлади екәнлигини испатлалмиди. | |
Nehe | UyCyr | 7:62 | Бу кишиләр Дилая, Тобия вә Ниқода җамаәтлирини өз ичигә алған болуп, җәми 642 киши еди. | |
Nehe | UyCyr | 7:63 | Хабайя, Һаққоз вә Барзиллай дегән үч роһаний җамаитиму қайтип кәлгән болуп, Барзиллай болса гилъадлиқ Барзиллайниң бир қизиға өйлинип, униң фамилиясини ишләткән еди. | |
Nehe | UyCyr | 7:64 | Бу роһанийлар өз нәсәбнамисини издинип, җамаәт намлирини тапалмиди. Шуңа улар напак һесаплинип роһанийлиқ орнидин орун алалмиди. | |
Nehe | UyCyr | 7:65 | Йәһудийларниң башлиғи уларға, «урим» вә «туммимни» ишлитип, Худаниң ирадисини биләләйдиған роһаний кәлгичә, Худаға аталған йемәкликләрниң роһанийларға тегишлигини йемәсликни буйриди. | |
Nehe | UyCyr | 7:70 | Бәзи җамаәт башлиқлири ибадәтханини яңливаштин қурушқа сәдиқә қилди. Йәһудийларниң башлиғи 1000 алтун тәңгә, 50 данә дас, 530 қур роһаний тони бәрди. | |
Nehe | UyCyr | 7:71 | Башқа җамаәт башлиқлири ибадәтхана қурулуш малийәсигә 20000 алтун тәңгә вә 1320 кило күмүч бәрди. | |