Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 30
Psal UyCyr 30:2  Әй Пәрвәрдигар, тапармән Сәндин пана, Мени һәргиз шәрмәндә қилма, Қутқуз мени, һәққанийсән дайим.
Psal UyCyr 30:3  Қутқуз тездин мени, қулақ селип аһимға, Паналинай мән Сәндә, қорам таш болғин маңа, Қутқузушқа җенимни қорған болуп бәргин маңа.
Psal UyCyr 30:4  Бәрһәқ, қорам тешим, қорғинимдурсән мениң, Йетәклә мени Өзәң, һөрмити үчүн намиңниң.
Psal UyCyr 30:5  Дүшмәнләрниң қапқанлиридин сақлиғайсән, Чүнки Сән мениң башпанайимдурсән.
Psal UyCyr 30:6  Әй Пәрвәрдигар — вападар Худа, Тапшурдум роһумни қолуңға, Тәйярсән Өзәң мени қутқузушқа.
Psal UyCyr 30:7  Өч көримән бутларға чоқунидиғанларни, Бағлиғанмән Пәрвәрдигарға ишәнчимни.
Psal UyCyr 30:8  Мәңгүлүк муһәббитиң шат-хорам қилар мени, Бәрһәқ, көрдүң җапалиримни, Билип йәттиң азаплиримни.
Psal UyCyr 30:9  Мени ташлап бәрмидиң дүшмән қолиға, Орунлаштуруп қойдуң бехәтәр җайға.
Psal UyCyr 30:10  Әй Пәрвәрдигар, қилғайсән маңа рәһим, Чүнки мән азапта қалдим, Дәрт-әләмдин хирәләшти көзлирим, Аҗизлап кәтти һәм роһум, теним.
Psal UyCyr 30:11  Упримақта һәсрәт билән һаятим, Ғәм-қайғуда түгимәктә жиллирим, Мағдирим кәтмәктә гуналирим дәстидин, Бәк қуруп кәтмәктә устихан, иликлирим.
Psal UyCyr 30:12  Қалдим дүшмәнлиримниң һақаритигә, Һәтта хошнилиримниң аһанитигә. Болдум мән тонушлиримға бир вәһимә, Қачар улар кочида мени көрсә.
Psal UyCyr 30:13  Унтулдум мән худди өлгән адәмләрдәк, Ташландим бәәйни сунған сапал қачилардәк.
Psal UyCyr 30:14  Аңлидим маңа қилған төһмәтләрни, Вәһимә орап турар әтрапимни. Мәслиһәтлишәр маңа қарши улар, План түзәр алмақ болуп җенимни.
Psal UyCyr 30:15  Әй Пәрвәрдигар, таянчим пәқәт Сән, Дәймән шуңа: «Сән мениң Худайимсән».
Psal UyCyr 30:16  Һаятим илкиңдидур пәқәт Сениң, Чаңгилидин қутқуз мени дүшмәнлиримниң — Маңа зиянкәшлик қилғучиларниң.
Psal UyCyr 30:17  Чүшәргин қулуңға дидариңниң нурини, Мәңгүлүк муһәббитиңдә қутқузғин мени.
Psal UyCyr 30:18  Әй Пәрвәрдигар, мени һәргиз шәрмәндә қилма, Чүнки мән илтиҗа қилдим Саңа. Яманлар болғай шәрмәндә, Зувани тутулуп барғай гөргә.
Psal UyCyr 30:19  Һәққанийларға тәкәббурлуқ қилип, мазақ қилғучиларниң, Чаплишип қалғай ялған сөзлигән ләвлири уларниң.
Psal UyCyr 30:20  Әй Пәрвәрдигар, Саңа ихлас қилғанларға, Илтипатлириң нәқәдәр молдур уларға. Ата қилисән немәтлириңни Сени пана тартқанларға, Җаһан әһли — хәлқи-аләм алдида.
Psal UyCyr 30:21  Сени пана қилғанларни сақлап һозуруңда, Қоғдайсән инсанларниң сүйиқәстлиридин, Елип уларни Өз панайиңға, Сақлайсән чеқимчиларниң тиллиридин.
Psal UyCyr 30:22  Һәмдусаналар болсун Пәрвәрдигарға, Чүнки У көрсәтти маңа Өзиниң чәксиз меһир-муһәббитини, Шәһәр қоршавда қалғанда.
Psal UyCyr 30:23  Дәккә-дүккидә дегән едим: «Нәзириңдин мәһрум болдум». Лекин Саңа налә қилип жиғлиғинимда, Қулақ салдиң пәриядимға.
Psal UyCyr 30:24  Әй Пәрвәрдигарға вападарлар, сөйүңлар Уни, Пәрвәрдигар қоғдар Өзигә садиқларни, Амма қаттиқ җазалар һакавурларни.
Psal UyCyr 30:25  Әй үмүтини Пәрвәрдигарға бағлиғанлар, Ғәйрәтлик болуңлар, җасарәткә толсун қәлбиңлар.