Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 113
Psal UyCyr 113:1  Исраиллар Мисирдин чиққинида, Яқуп әвлади ят хәлиқләрдин айрилғинида,
Psal UyCyr 113:2  Йәһуда нәслини макан қилди Худа, Исраиллар Худаниң илкидики хәлиқ еди.
Psal UyCyr 113:3  Деңиз буни билип янди арқиға, Иордан дәрияси бурулуп кәйнигә ақти.
Psal UyCyr 113:4  Тағлар чөчүп сәкриди қошқарлардәк, Дөңләрму үркиди қозилардәк.
Psal UyCyr 113:5  Әй деңиз, немишкә қачисән? Әй Иордан дәрияси, немишкә кәйниңгә ақисән?
Psal UyCyr 113:6  Әй тағлар, немишкә сәкрәйсиләр? Әй дөңләр, немишкә үркүйсиләр?
Psal UyCyr 113:7  Әй зимин, тәврән Рәббиңниң алдида, Яқуп етиқат қилған Худаниң һозурида.
Psal UyCyr 113:8  У ташни көлчәккә айландурди, Уюл таштин булақни пәйда қилди.
Psal UyCyr 113:9  Болмисун бизгә, әй Пәрвәрдигар, болмисун бизгә, Болсун мәнсүп шан-шөһрәт пәқәт Өзәңгә, Чүнки мәңгүлүк муһәббәт вә Чәксиз садақитиңни көрсәттиң бизгә.
Psal UyCyr 113:10  Мәсқирә қилишип бизни ят хәлиқләр, «Қени уларниң Худаси?» дейишәр.
Psal UyCyr 113:11  Бизниң Худайимиз асманларда турар, Немә қилишни халиса шу ишни қилар.
Psal UyCyr 113:12  Ят хәлиқләрниң илаһлири алтун-күмүч буттур пәқәт, Уларни инсан өз қолида қилиду иҗат.
Psal UyCyr 113:13  Уларниң еғизлири туруп сөзләлмәс, Көзлири туруп һечнемини көрәлмәс.
Psal UyCyr 113:14  Қулақлири турсиму аңлалмас, Бурни турупму һечнемини пуралмас.
Psal UyCyr 113:15  Қоллири болсиму улар туталмас, Путлири болсиму маңалмас. Канайлиридин аваз чиқиралмас.
Psal UyCyr 113:16  Бутларни ясиғанлар вә уларға үмүт бағлиғанлар, Өзлири ахири бутлириға охшап қалар.
Psal UyCyr 113:17  Әй Исраил әвлатлири, тайиниңлар Егимизгә, У йөләнчүк, қалқандур силәргә.
Psal UyCyr 113:18  Әй Һарун җамаити, тайиниңлар Егимизгә, У йөләнчүк, қалқандур силәргә.
Psal UyCyr 113:19  Әй Пәрвәрдигарға ихласи барлар, Тайиниңлар Егимизгә. У йөләнчүк, қалқандур силәргә.
Psal UyCyr 113:20  Пәрвәрдигар бизни яд етәр, Исраил әвладиға бәрикәт берәр, Һарун җамаитигә бәрикәт берәр.
Psal UyCyr 113:21  Һәммиси Пәрвәрдигарға ихлас қилса әгәр, Кичигидин-чоңиғичә бәрикәт берәр.
Psal UyCyr 113:22  Егимиздин силәр вә әвлатлириңларға, Һәссиләп бәхит-саадәт яққай дайима.
Psal UyCyr 113:23  Яратқучи Пәрвәрдигар асман вә зиминни, Силәргә ата қилғай чәксиз бәхитни.
Psal UyCyr 113:24  Асманлар тәәллуқтур Пәрвәрдигарға, Зиминни У бәргән инсанларға.
Psal UyCyr 113:25  Өлүкләр сүкүттидур қәбирләрдә, Мәдһийиләр болмас гөрдә Егимизгә.
Psal UyCyr 113:26  Лекин биз бүгүн вә та әбәткә, Рәббимизни махтаймиз мәңгүгә. Һәмдусана ейтайли Егимизгә!