Chapter 1
II T | UyCyr | 1:1 | Әйса Мәсиһ арқилиқ йеңи һаятлиққа еришиш вәдисини җакалаш үчүн, Худаниң ирадиси билән Әйса Мәсиһниң әлчиси болушқа талланған мәнки Павлустин өз оғлумдәк қәдирлик Тимотийға салам! Худа Атимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһ саңа меһир-шәпқәт, рәһимдиллик вә аманлиқ ата қилғай! | |
II T | UyCyr | 1:2 | Әйса Мәсиһ арқилиқ йеңи һаятлиққа еришиш вәдисини җакалаш үчүн, Худаниң ирадиси билән Әйса Мәсиһниң әлчиси болушқа талланған мәнки Павлустин өз оғлумдәк қәдирлик Тимотийға салам! Худа Атимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһ саңа меһир-шәпқәт, рәһимдиллик вә аманлиқ ата қилғай! | |
II T | UyCyr | 1:3 | Мән худди әҗдатлиримға охшаш Худаға пак вижданим билән хизмәт қиливатимән. Мән сән үчүн Худаға шүкүр ейтимән. Мәйли кечә яки күндүз болсун дуалиримда сени дайим әсләп туримән. | |
II T | UyCyr | 1:4 | Айрилған вақтимизда аққузған көз яшлириңни әслигинимдә, сән билән йәнә бир қетим көрүшүшни интайин арзу қилимән. Сән билән көрүшүш мени интайин хошал қилиду. | |
II T | UyCyr | 1:5 | Сениң сәмимий ишәнчиң есимдин чиқмайду. Әң авал момаң Лоидә вә анаң Әвникидә бар болған ишәнчниң әнди сәндиму бар екәнлигигә чоңқур ишинимән. | |
II T | UyCyr | 1:6 | Шуниң үчүн мән шуни ядиңға салайки, қоллиримни учаңға қойған чағда Худа саңа бәргән қабилийәтни толуқ ишләткәйсән. | |
II T | UyCyr | 1:7 | Чүнки Худа бизгә ата қилған Муқәддәс Роһ бизни қорқунучқа салмайду, бәлки Худаға хизмәт қилишимиз үчүн, бизни күч-қудрәт вә меһир-муһәббәт билән толтуруп, өзимизни тутувелишимизға ярдәм бериду. | |
II T | UyCyr | 1:8 | Шуңа Рәббимиз һәққидә Хуш Хәвәр йәткүзүштин вә Униң үчүн хизмәт қилиш йолида мәһбус болған мәндин номус қилма. Әксичә Худа саңа ата қилған күч-қудрәткә тайинип, Хуш Хәвәр йәткүзүш йолида мән билән биллә азап-оқубәт чекишкә тәйяр тур. | |
II T | UyCyr | 1:9 | Худа бизни қутқузуп, пак яшашқа чақирди. Бу бизниң қилған яхши әмәллиримиз билән әмәс, бәлки Худаниң ирадиси вә меһир-шәпқити билән болди. Худа бизгә Әйса Мәсиһ арқилиқ бу меһир-шәпқәтни көрситидиғанлиғини дуния яритилиштин илгирила планлиған еди. | |
II T | UyCyr | 1:10 | Һазир бу меһир-шәпқәт Қутқазғучимиз Әйса Мәсиһниң келиши билән аян болди. Әйса Мәсиһ инсанларни қоршавға алған өлүмниң күчини бекар қилип, Хуш Хәвәр арқилиқ инсанларға мәңгү һаят йолини ечип бәрди. | |
II T | UyCyr | 1:11 | Мән бу Хуш Хәвәрниң җакалиғучиси вә әлчиси, шундақла у тоғрисида тәлим бәргүчиси болуп тайинланған. | |
II T | UyCyr | 1:12 | Һазирқи бу азап-оқубәтләрни тартишимниң сәвәвиму шу. Лекин буниңдин номус қилмаймән, чүнки мән кимгә ишәнгәнлигимни билимән һәм Худаниң маңа аманәт қилған бу Хуш Хәвәрни Рәббимиз қайта кәлгән күнгичә чоқум қоғдайдиғанлиғиға ишинимән. | |
II T | UyCyr | 1:13 | Әйса Мәсиһкә мәнсүп болуп, Униңдин кәлгән ишәнч вә меһир-муһәббәт ичидә яшап, мәндин аңлиған һәқиқий тәлимләрни низам қилип, униңда чиң тур. | |
II T | UyCyr | 1:14 | Саңа аманәт қилинған бу қиммәтлик һәқиқәтни һәммимизниң қәлбидә бар болған Муқәддәс Роһниң ярдими билән сақла. | |
II T | UyCyr | 1:15 | Аңлиғиниңдәк, Асия өлкисидики мәсиһийләрниң һәммиси дегидәк мени ташлавәтти. Уларниң арисида Фигел вә Ермогенму бар. | |
II T | UyCyr | 1:16 | Рәббимиз Онесифорниң аилисидикилиригә рәһим-шәпқәт қилғай, чүнки у көп қетим мени йоқлап, көңлүмни көтәрди. У мениң мәһбус болғанлиғимдин номус қилмиди. | |
Chapter 2
II T | UyCyr | 2:2 | Сән мәндин үгәнгән тәлимләрни көп мәсиһийләр аңлиған вә бу тәлимләрниң тоғра екәнлигигә гувалиқ берип кәлгән. Әнди бу тәлимләрни ишәнчлик һәм башқиларға тәлим берәләйдиған кишиләргә йәткүзгин. | |
II T | UyCyr | 2:4 | Җәңчи болған киши өз команданини рази қилиш үчүн, турмушниң ушшақ-чүшәк ишлириға башқа пухралардәк арилашмаслиғи керәк. | |
II T | UyCyr | 2:5 | Мусабиқигә қатнашқан тәнһәрикәтчиму мусабиқә қаидилиригә риайә қилмиса, ғалибигә еришәлмәйду. | |
II T | UyCyr | 2:7 | Бу һекмәтлик сөзләрни яхши ойла, чүнки Рәббимиз саңа бу ишларниң һәммисидә әқил бериду. | |
II T | UyCyr | 2:8 | Сән Давут падишаниң Әвлади болған вә өлүмдин тирилгән Әйса Мәсиһни есиңдә тут. Мана бу мән йәткүзүватқан Хуш Хәвәр. | |
II T | UyCyr | 2:9 | Бу Хуш Хәвәрни йәткүзгәнлигимдин көп азап-оқубәт чәктим, һәтта җинайәтчиләрдәк кишәнлинип зинданға ташландим. Лекин һеч ким Худаниң сөзини кишәнләлмәйду. | |
II T | UyCyr | 2:10 | Шуниң үчүн Худа таллиған бәндиләрниң Әйса Мәсиһ тәрипидин қутқузулуши вә мәңгүлүк шан-шәрәпкә еришиши үчүн һәр қандақ азап-оқубәтләргә бәрдашлиқ бериватимән. | |
II T | UyCyr | 2:11 | Төвәндики бу сөзләр ишәнчликтур: Әйса Мәсиһ билән биллә өлгән екәнмиз, Униң билән йеңи һаятта биллә яшаймиз. | |
II T | UyCyr | 2:12 | Қийинчилиқларға бәрдашлиқ бәрсәк, Униң билән биллә һөкүм сүримиз. Биз Униңдин тансақ, Уму биздин таниду. | |
II T | UyCyr | 2:13 | Биз Униңға садақәтсизлик қилсақму, У йәнила садақәтликтур. Чүнки У чоқум Өзиниң сөзидә турмай қалмайду. | |
II T | UyCyr | 2:14 | Бу ишларни давамлиқ мәсиһийләрниң ядиға сал. Худа алдида уларни бемәна сөзләр тоғрисида талаш-тартиш қилмаслиққа буйруғин. Бундақ талаш-тартишларниң һеч қандақ пайдиси болмайла қалмай, бәлки аңлиғучиларниң ишәнчини вәйран қилиду. | |
II T | UyCyr | 2:15 | Худаниң һәқиқитини тоғра чүшәндүрүп, өзәңни Худа алдида йәргә қарап қалмайдиған, бәлки Худани хурсән қилидиған хизмәтчи қилип йетиштүрүшкә тириш. | |
II T | UyCyr | 2:16 | Худаға болған садақәтмәнликкә мунасип кәлмигән қуруқ гәпләрдин сақлан, чүнки бундақ гәпләрни қилғучилар Худадин техиму жирақлишиду. | |
II T | UyCyr | 2:17 | Уларниң гәплири худди зәһәрлик өсмидәк тезла ямрап кетиду. Именей вә Филетларму мана шундақ гәп-сөзләрни қилғучилардиндур. | |
II T | UyCyr | 2:18 | Улар өлгәнләрниң тирилишидин ибарәт бу иш аллиқачан йүз берип болди дәп, һәқ йолдин чәтнәп, бәзиләрниң ишәнчигә бузғунчилиқ қилмақта. | |
II T | UyCyr | 2:19 | Бирақ Худа қурған һул мәзмут турмақта. Униңда мону сөзләр тамғилинип йезилған: «Рәббимиз Өзигә мәнсүп кишиләрни тонуйду», «Өзлирини Рәббимизгә мәнсүп дәйдиған кишиләр яманлиқлардин қол үзсун». | |
II T | UyCyr | 2:20 | Бай аилиләрдә пәқәт алтун-күмүч қачиларла болуп қалмай, яғач, сапал қачиларму болиду. Алтун-күмүч қачилар алаһидә сорунларда, башқилири болса адәттики сорунларда ишлитилиду. | |
II T | UyCyr | 2:21 | Әгәр бир киши өзини жуқурқи яман ишлардин пак тутса, у худди алаһидә сорунларда ишлитилидиған алтун-күмүч қачиға охшайду. Чүнки у пак болиду һәм ғоҗайиниға, йәни Худаға ярамлиқ киши болуп, һәр қандақ яхши ишларни қилишқа тәйяр туриду. | |
II T | UyCyr | 2:22 | Шуңа яшлиқниң арзу-һәвәслиридин өзәңни тарт. Пак қәлб билән Рәббимизни чақирған башқа кишиләр билән биллә һәққанийлиқ, ишәнч, меһир-муһәббәт вә инақлиқни издә. | |
II T | UyCyr | 2:23 | Әхмиқанә вә бекар талаш-тартишларға арилишишни рәт қил. Чүнки бундақ ишларниң җедәл терийдиғанлиғини билисән. | |
II T | UyCyr | 2:24 | Рәббимизниң хизмәткари җедәлхор болмаслиғи, әксичә һәммигә меһриван вә тәлим беришкә маһир, сәвир-тақәтлик болуши керәк. | |
II T | UyCyr | 2:25 | Рәббимизниң тәлимигә қарши турғанларғиму мулайимлиқ билән несиһәт қилиш керәк. Бәлким Худа уларға һәқиқәтни биливелиш үчүн товва қилиш пурситини бериду. | |
Chapter 3
II T | UyCyr | 3:2 | У чағда инсанлар өзинила ойлайдиған, пулпәрәс, махтанчақ, тәкәббур вә күпүрлүк қилидиған, ата-анисиниң сөзини аңлимайдиған, вапаға җапа қилидиған, Худаға бепәрвалиқ қилидиған, | |
II T | UyCyr | 3:3 | көйүмсиз, башқиларни кәчүрмәйдиған, төһмәтхор, өзини туталмайдиған, вәһши, шундақла хәйир-сахавәтниң дүшмини болиду. | |
II T | UyCyr | 3:5 | Сиртқи қияпәттә садақәтмән болувелип, әмәлиятта көңлидә Худаниң қудритини инкар қилиду. Бундақлардин жирақ тур. | |
II T | UyCyr | 3:6 | Уларниң арисидики бәзи кишиләр башқиларниң өйлиригә көз боямчилиқ билән киривелип, ирадиси аҗиз, гунаға патқан вә һәр хил арзу-һәвәсләрниң қули болуп қалған аялларни аздуриду. | |
II T | UyCyr | 3:8 | Янни билән Ямбири Муса пәйғәмбәргә қандақ қарши чиққан болса, бу аздурғучиларму һәқиқәткә шундақ қарши чиқиду. Бу аздурғучиларниң қәлби бузулуп кәткән, ишәнчи сахта болуп, улар Худа тәрипидин рәт қилинған кишиләрдур. | |
II T | UyCyr | 3:9 | Уларниң қилмишлири узаққа давамлишалмайду, чүнки Янни билән Ямбириниң әқилсизлиги паш болғандәк, буларниң әқилсизлигиму халайиқ алдида чоқум паш болиду. | |
II T | UyCyr | 3:10 | Лекин сән мениң тәлимим, жүрүш-турушум, һаятлиқ нишаним, ишәнчим, сәвир-тақитим, меһир-муһәббитим, чидамлиғим һәм учриған зиянкәшлигим вә тартқан азап-оқубәтлиримгә диққәт-етивариңни қаритип кәлдиң. Болупму Антакя, Коня вә Листра шәһәрлиридә учриған зиянкәшликләргә қандақ бәрдашлиқ бәргәнлигимдин һәм Рәббимизниң мени бу ишларниң һәммисидин қутқузғанлиғидин толуқ хәвириң бар. | |
II T | UyCyr | 3:11 | Лекин сән мениң тәлимим, жүрүш-турушум, һаятлиқ нишаним, ишәнчим, сәвир-тақитим, меһир-муһәббитим, чидамлиғим һәм учриған зиянкәшлигим вә тартқан азап-оқубәтлиримгә диққәт-етивариңни қаритип кәлдиң. Болупму Антакя, Коня вә Листра шәһәрлиридә учриған зиянкәшликләргә қандақ бәрдашлиқ бәргәнлигимдин һәм Рәббимизниң мени бу ишларниң һәммисидин қутқузғанлиғидин толуқ хәвириң бар. | |
II T | UyCyr | 3:12 | Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған, Худаға садақәтмәнлик билән һаят кәчүрүшкә ирадә бағлиғанларниң һәммиси зиянкәшликкә учрайду. | |
II T | UyCyr | 3:13 | Яман вә сахтипәз кишиләрниң әһвали бурунқидинму яманлишип, башқиларни алдаш билән биллә өзлириму алдинип кетиду. | |
II T | UyCyr | 3:14 | Лекин сән һазирғичә үгинип кәлгән вә чоңқур ишәнгән һәқиқәттә давамлиқ чиң тур, чүнки бу һәқиқәтни ишәшлик кишиләрдин үгәнгәнлигиңни билисән. | |
II T | UyCyr | 3:15 | Сән балилиқ чағлириңдин тартипла Муқәддәс Язмиларни үгәндиң. Бу Язмилар саңа Әйса Мәсиһкә болған ишәнч арқилиқ қутқузулушқа елип баридиған әқил-парасәтни тәғдим қилди. | |
II T | UyCyr | 3:16 | Пүтүн Муқәддәс Язмилар Худаниң көрсәтмиси бойичә йезилған болуп, у һәқиқәт тоғрисида тәлим бериш, хаталиқларни көрситип бериш, камчилиқларни түзитиш вә кишиләрни һәққанийлиққа йетәкләшкә пайдилиқтур. | |
Chapter 4
II T | UyCyr | 4:1 | Мән тирикләр билән өлгәнләрни сорақ қилидиған һәм Өз Падишалиғини қуруш үчүн қайта келидиған Әйса Мәсиһниң, шундақла Худаниң алдида саңа буйруқ қилимәнки, | |
II T | UyCyr | 4:2 | пурсәт болсун яки болмисун, һәр вақит Худаниң сөзини йәткүзгин. Сән зор сәвир-тақәт вә яхши тәлим бериш билән кишиләрниң хаталиқлирини түзәткүз һәм уларни агаһландурғин вә илһамландурғин. | |
II T | UyCyr | 4:3 | Чүнки шундақ бир заман келидуки, у чағда инсанлар Худа тоғрисидики тоғра тәлимләрни аңлашни халимайду. Бәлки улар қулақлириға хуш яқидиған сөзләрни аңлаш үчүн өз һәвәслиригә уйғун келидиған тәлим бәргүчиләрни издәйду. | |
II T | UyCyr | 4:5 | Лекин сән һәр қандақ әһвалда өзәңни сәгәк тут. Азап-оқубәт тартишқа тәйяр тур. Һәр вақит Хуш Хәвәр йәткүзүш хизмитидә болуп, Худа саңа тапшурған вәзипини ада қил. | |
II T | UyCyr | 4:6 | Әнди өзәмгә кәлсәм, һаятим Худаға қурванлиқ орнида тәғдим қилиниш алдида туриду. Мениң бу дуниядин айрилидиғинимға аз қалди. | |
II T | UyCyr | 4:7 | Мән Худа йолида ахирғичә күрәш қилдим, йәни жүгрәш мусабиқисиниң пүтүн мәнзилини бесип болдум, ишәнчимдә чиң туруп кәлдим. | |
II T | UyCyr | 4:8 | Һазир һәққанийлиқ таҗи мени күтүп туриду. Уни адил сорақ қилидиған Рәббимиз қайта кәлгәндә, маңа кийдүриду. Шундақла уни ялғуз маңила әмәс, Униң қайта келишини интизарлиқ билән күтүп турғанларниң һәммисигә кийдүриду. | |
II T | UyCyr | 4:10 | Чүнки қериндишимиз Кириски Галатия өлкисигә, Титус Далматия өлкисигә кәтти. Демас болса, бу дунияниң ишлириға берилип кәткәнлиги үчүн мени ташлап, Салоника шәһиригә кәтти. | |
II T | UyCyr | 4:11 | Йенимда ялғуз Луқа қалди. Маркусни өзәң билән биллә елип кәл. У хизмәтлиримдә маңа ярдәмчи болиду. | |
II T | UyCyr | 4:13 | Келишиңдә Троас шәһиридә болған вақтимда Карпусниң йенида қалдуруп қойған тонум билән китапларни, болупму орам терә язмиларни биллә алғач кәлгин. | |
II T | UyCyr | 4:14 | Мискәр Искәндәр маңа көп зиянкәшлик қилди. Рәббимиз чоқум униңға қилмишлириға лайиқ җаза яндуриду. | |
II T | UyCyr | 4:15 | Сәнму униңдин һошияр бол, чүнки у биз йәткүзгән Хуш Хәвәргә күчиниң баричә қарши чиқти. | |
II T | UyCyr | 4:16 | Биринчи қетим сотланғинимда маңа ярдәм қилидиғанлар чиқмиди, әксичә һәммиси мени ташлап кәтти. Худа уларни кәчүрүм қилғай. | |
II T | UyCyr | 4:17 | Лекин Худа мән билән биллә болуп, маңа Хуш Хәвәрни толуқ җакалашқа мәдәт бәрди. Нәтиҗидә у йәрдики һәммә йәһудий әмәсләр бу Хуш Хәвәрни аңлиди. Буниң билән Худа мени бу қетимқи соттин, йәни йолвасниң ағзидин қутулдуруп чиқти. | |
II T | UyCyr | 4:18 | Рәббимиз мени һәр хил яманлиқлардин қутқузуп, асмандики Өз Падишалиғиға бехәтәр йәткүзгәй. Барлиқ шан-шәрәп Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин! | |
II T | UyCyr | 4:20 | Ераст Коринт шәһиридә қалди. Трофим кесәл болуп қалғанлиқтин, уни Милет шәһиридә қалдуруп қойдум. | |
II T | UyCyr | 4:21 | Қиш кирип кәлгичә бу йәргә келишкә тиришқин. Евул, Пуд, Лин, Клавдия вә барлиқ қериндашлардин саңа салам. | |