Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 34
Psal UyCyr 34:1  Әй Пәрвәрдигар, қарши чиққин маңа қарши чиққанларға, Уруш қилғин маңа қарши уруш қилғанларға.
Psal UyCyr 34:2  Қалқанлириңни елип қолуңға, Ярдәм қилғин келип йенимға.
Psal UyCyr 34:3  Ай палта вә нәйзәң билән тосавалғин мени қоғлап кәлгәнләрни, «Мән сениң Қутқазғучиң» дәп маңа, илһамландур роһумни.
Psal UyCyr 34:4  Җенимни алмақ болғанлар, Шәрмәндә болғай, рәсва болуп. Маңа сүйиқәст қиливатқанлар, Янсун кәйнигә, қара йүз болуп.
Psal UyCyr 34:5  Пәрвәрдигарниң пәриштиси уларни жирақ қоғлавәткәй, Улар гоя шамалда учқан самандәк тозуп кәткәй.
Psal UyCyr 34:6  Қоғлавәткәй уларни Пәрвәрдигарниң пәриштиси, Қараңғу һәм тейилғақ болғай уларниң маңған йоллири.
Psal UyCyr 34:7  Улар маңа қапқан қуруп сәвәпсизла, Алмақ болди җенимни колап ора.
Psal UyCyr 34:8  Туюқсиз бала кәлгәй уларниң башлириға, Йөгишип қалсун өзлири қурған ториға, Һалак болсун чүшүп өзлири колиған ориға.
Psal UyCyr 34:9  Шатлинармән шунда мән Пәрвәрдигардин, Болармән хошал маңа бәргән ниҗатлиғидин.
Psal UyCyr 34:10  Дәймән чин қәлбимдин: «Әй Пәрвәрдигар, тәң келәр кимму Саңа? Аҗизларни күчлүкләрдин қутқузғучи пәқәт Сәнла, Езилгән, муһтаҗларни залимлардин қоғдайдиған йәнә Сәнла».
Psal UyCyr 34:11  Оттуриға чиқип нийити яман гувачилар, Хәвирим йоқ ишларни сорап сорақ қилар.
Psal UyCyr 34:12  Яхшилиғимға яманлиқ қайтуруп улар, Ич-ичимдин мени азапта қалдурар.
Psal UyCyr 34:13  Мата кийдим қайғуруп, улар кесәл болғанда, Кәмтар болуп роза туттум, улар үчүн қилдим дуа, Җавапсиз қалди лекин дуалирим һәр заман.
Psal UyCyr 34:14  Қайғурдум қериндишим яки достум үчүн азапланғандәк, Мәйүсләндим худди аниси үчүн матәм тутқан адәмдәк.
Psal UyCyr 34:15  Путлишип кетиведим хошал болуп олашти әтрапимға, Җәм болушти һәм маңа қарши чиқишқа. Натонуш пәс адәмләрму қошулуп уларға, Мазақ қилип, тохтимай зәрбә бәрди маңа.
Psal UyCyr 34:16  Номуссизларчә мәсқирә қилишип мени, Хирис қилишип ғучурлатти чишлирини.
Psal UyCyr 34:17  Әй Пәрвәрдигар, қарап турарсән қачанғичә? Қутқуз мени явузларниң зәрбисидин, Әзиз җенимни қанхор ширниң еғизидин.
Psal UyCyr 34:18  Тәшәккүр ейтимән Саңа җамаәт алдида, Мәдһийиләймән Сени садақәтмәнләр арисида.
Psal UyCyr 34:19  Заңлиқ қилип күлмисун маңа сәвәпсизла дүшмән болғанлар, Көзлирини алайтмисун маңа сәвәпсиз өч болуп қалғанлар.
Psal UyCyr 34:20  Шүбһисизки, елип қоймас улар инақлиқни еғизлириға, Бәлки түзәр шум планлар теч-хатирҗәм яшайдиғанларға.
Psal UyCyr 34:21  Вақиришар улар маңа чоң ечип еғизлирини: «Вай, көрдуқ өз көзүмиз билән қилмишлириңни».
Psal UyCyr 34:22  Әй Егәм, көрдүң уларни, сүкүт қилмиғин, Әй Пәрвәрдигар, мәндин жирақлашмиғин.
Psal UyCyr 34:23  Өтүнәй, чиқарғин маңа адил һөкүмүңни, Әй Худа, әй Егәм, қоллиғайсән давайимни.
Psal UyCyr 34:24  Әй Пәрвәрдигар, Илаһим, адалитиңдә ақлиғин мени, Мәсқирә қилип күлүшкә йол қоймиғин дүшмәнлиримни.
Psal UyCyr 34:25  Йол қоймиғин, «арзуюмиз әмәлгә ашти» дейишкә уларни, Йол қоймиғин «Биз ахир жутувалдуқ уни» дәп махтинишқа уларни.
Psal UyCyr 34:26  Азавимдин хошал болғанлар, Ғәпләт бесип шәрмәндә болғай. Мәндин өзини үстүн тутқанлар, Рәсва болуп номуста қалғай.
Psal UyCyr 34:27  Гунасизлиғимдин хуш болидиғанлар, Чуқан салсун чөмүп шатлиққа. «Қулиниң аманлиғидин сөйүнгән Пәрвәрдигар Улуқтур» десун улар һәр чағда.
Psal UyCyr 34:28  Баян әйләр тилим адалитиңни, Күн бойи мәдһийиләймән Сени.