Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 101
Psal UyCyr 101:2  Аңлиғайсән Пәрвәрдигар дуайимни, Тиңшиғайсән мениң қилған пәриядимни.
Psal UyCyr 101:3  Йошурмиғин дидариңни мәндин Худа азапта қалғинимда, Налә қилсам қулақ селип тездин җавап бәргин маңа.
Psal UyCyr 101:4  Өмрүм мениң ис-түтәктәк кәтмәктә ғайип болуп, Вуҗудум өртәнмәктә оттәк көйүп.
Psal UyCyr 101:5  Жүригим қуруқ чөптәк қуруп кәтти. Иштийим йоқ, тамиғим азлап кәтти.
Psal UyCyr 101:6  Һәсрәт вә пәриятта көп қийналдим, Оруқлап бир терә, бир устихан болуп қалдим.
Psal UyCyr 101:7  Мән гоя баяванда учуп жүргән тазқаримән, Вәйранә харабини макан қилған һувқушмән.
Psal UyCyr 101:8  Мән гоя өгүздики житим қушмән, Ятсамму көзүм очуқ, уйқусизмән.
Psal UyCyr 101:9  Күн бойи мәсқирә қилар мени дүшмәнлирим, Һақарәтлик сөзгә яндаш болуп қалди мениң исмим.
Psal UyCyr 101:10  Сән қәһир-ғәзәп қилғач маңа, Күл йедим қосиғимға нан орниға. Көз йешимсиз ичәлмәймән ичимлигимни, Бәрһәқ, Худа әхләт кәби ташлидиң мени.
Psal UyCyr 101:11  Сән қәһир-ғәзәп қилғач маңа, Күл йедим қосиғимға нан орниға. Көз йешимсиз ичәлмәймән ичимлигимни, Бәрһәқ, Худа әхләт кәби ташлидиң мени.
Psal UyCyr 101:12  Гугумдики көләңгидәк һаятимму ғувалашти, Теним чөптәк болуп қақшал-ғазаңлашти.
Psal UyCyr 101:13  Лекин тәхтиң мәңгүлүктур Пәрвәрдигар, Шөһритиң әзәлдин та әбәткә давамлишар.
Psal UyCyr 101:14  Сән ярдимиңни айимай, Сионға рәһим қилисән, Чүнки униңға меһриван болуп, ярдәм қилиш вақти кәлди, Шундақ ярдәм қилишниң вақит-саати йетип кәлди.
Psal UyCyr 101:15  Қуллириң ташлирини чин қәлбидин сөйәр Сионниң, Харап болған топриғиға ичини ағритип униң.
Psal UyCyr 101:16  Барчә әлләр намиңға һөрмәт қилар Пәрвәрдигар, Шәривиңдин әйминәр аләмдики һәммә шаһ, һөкүмранлар.
Psal UyCyr 101:17  Пәрвәрдигар Сионни қайта қурар, Шан-шөһрити Худаниң намайән болар.
Psal UyCyr 101:18  Қобул қилар Пәрвәрдигар мискинниң дуасини, Рәт қилмайду ғерипниң пәриядини.
Psal UyCyr 101:19  Келәчәк бир әвлат үчүн Хатириләңлар Худаниң қудритини, Кәлгүсидә хәлиқләр мәдһийилисун Худани.
Psal UyCyr 101:20  Чүнки Худа аңлай дәп мәһбусларниң аһ-зарини, Азат қилай дәп йәнә өлүмгә буйрулғанларни, Нәзәр салди үстимизгә муқәддәс маканидин, Қариди зимин таман Пәрвәрдигар асмандин.
Psal UyCyr 101:21  Чүнки Худа аңлай дәп мәһбусларниң аһ-зарини, Азат қилай дәп йәнә өлүмгә буйрулғанларни, Нәзәр салди үстимизгә муқәддәс маканидин, Қариди зимин таман Пәрвәрдигар асмандин.
Psal UyCyr 101:22  Падишалар, қовумлар җәм болғинида, Пәрвәрдигарға ибадәт қилғинида. Униң улуқлуғини җакалар Сионда, Шәнигә мәдһийә ейтар Йерусалимда.
Psal UyCyr 101:23  Падишалар, қовумлар җәм болғинида, Пәрвәрдигарға ибадәт қилғинида. Униң улуқлуғини җакалар Сионда, Шәнигә мәдһийә ейтар Йерусалимда.
Psal UyCyr 101:24  Бирақ Худа аҗиз қилди қиран вақтимда, Һаятимни қисқартти өмрүмниң йеримида.
Psal UyCyr 101:25  Жиллириңниң чеки йоқтур әй Худа, Җенимни алма өмрүмниң йеримида.
Psal UyCyr 101:26  Дунияни яратқандиң әзәлдинла, Асманму бәрпа болди Өз қолуңда.
Psal UyCyr 101:27  Бирақ уларниң һәммиси йоқилиду, Сән болсаң әбәдий вә мәңгүлүксән. Улар гоя кийимдәк конириғанда, Сән уларни кийим кәби алмаштурисән. Асман-зимин йоқ болар бирдинла.
Psal UyCyr 101:28  Лекин Сәнла өзгәрмәс Пәрвәрдигар, Пәқәт Сәндә әбәдий һаятлиқ бар.
Psal UyCyr 101:29  Хатирҗәм яшайду қуллириңниң балилири, Һозуруңда гүлләп яшнар уларниң әвлатлири.