Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 117
Psal UyCyr 117:1  Шүкүр ейтиңлар Худаға, шапаәтликтур Пәрвәрдигар, Униң меһир-муһәббити мәңгүгә давам қилар.
Psal UyCyr 117:2  «Униң меһир-муһәббити мәңгүлүк» десун исраиллар.
Psal UyCyr 117:3  «Униң меһир-муһәббити мәңгүлүк» десун Һарун җамаитигә тәвә болғанлар.
Psal UyCyr 117:4  «Униң меһир-муһәббити мәңгүлүк» десун Пәрвәрдигарға ихласи барлар.
Psal UyCyr 117:5  Налә қилдим Пәрвәрдигарға күн чүшкәндә бешимға, Наләмгә җававән ниҗатлиқ бәрди маңа.
Psal UyCyr 117:6  Қорқмаймән, мән тәрәптә Пәрвәрдигар, Немә қилалисун мени инсанлар!
Psal UyCyr 117:7  Мән тәрәптидур йөләнчим Пәрвәрдигар, Көз алдимда мәғлуп болар маңа өч болғанлар.
Psal UyCyr 117:8  Башпана қилмақ Пәрвәрдигарни, Әвзәлдур йөләкчи қилиштин инсанни.
Psal UyCyr 117:9  Башпана қилмақ Пәрвәрдигарни, Әвзәлдур таянч қилмақтин һакимларни.
Psal UyCyr 117:10  Қоршавалған болсиму барлиқ ят әлләр мени, Пәрвәрдигарниң ярдимидә мәғлуп қилдим мән уларни.
Psal UyCyr 117:11  Шундақ, қоршап турған болсиму әтрапимни, Пәрвәрдигарниң ярдимидә мәғлуп қилдим мән уларни.
Psal UyCyr 117:12  Қоршавалған болсиму улар мени һәриләрдәк, Өчирилди шунчә тездин қурғақ тикән отидәк. Пәрвәрдигарниң ярдимидә мәғлуп қилдим мән уларни.
Psal UyCyr 117:13  Жиқилғили тас қалғандим иштирилгәндә, Бирақ мән жиқилмидим Пәрвәрдигарниң ярдимидә.
Psal UyCyr 117:14  Пәрвәрдигар мунаҗитим вә күч-қудритим, Болди У мениң Ниҗаткарим.
Psal UyCyr 117:15  Һәққанийларниң чедирлирида ниҗатлиқ тәнтәниси яңримақта, Пәрвәрдигарниң күчлүк оң қоли ғалибә қазанмақта.
Psal UyCyr 117:16  Пәрвәрдигарниң күчлүк оң қоли ғалибә қилмақта, Пәрвәрдигарниң күчлүк оң қоли ғалибә қазанмақта.
Psal UyCyr 117:17  Мән өлмәймән, бәлки яшаймән, Пәрвәрдигарниң мөҗүзилирини баян әйләймән.
Psal UyCyr 117:18  Мени қаттиқ җазалиған болсиму Пәрвәрдигар, Амма ташлап қоймиди өлүмгә әсла.
Psal UyCyr 117:19  Һәққанийлар киридиған дәрвазини ечип бериңлар маңа, Мән кирип, шүкүр ейтимән Пәрвәрдигарға.
Psal UyCyr 117:20  Дәрвазисидур бу Пәрвәрдигарниң, Кириш йолидур һәққанийларниң.
Psal UyCyr 117:21  Саңа шүкүр ейтимән Худа, Чүнки маңа җавап берип, Ниҗаткар болдуң маңа.
Psal UyCyr 117:22  Керәксиз билингән таш тамчиларға, Һулташ болди қурулушқа.
Psal UyCyr 117:23  Пәрвәрдигарниң қилған ишидур бу, Көз алдимизда карамәт болди у.
Psal UyCyr 117:24  Пәрвәрдигар яратқан мошу күндә, Хошаллиққа толайли қилип тәнтәнә.
Psal UyCyr 117:25  Әй Пәрвәрдигар, өтүнәй, қутқузғин бизни, Өтүнәй, муваппәқийәтлик қилғайсән ишимизни.
Psal UyCyr 117:26  Бәхит яр болғай Пәрвәрдигарниң намида кәлгүчигә, Бәхит тиләймиз Пәрвәрдигарниң өйидин силәргә.
Psal UyCyr 117:27  Пәрвәрдигар — Яратқучидур, Бирдин-бир йеганидур. У чачар нурини үстимизгә. Қурванлиқни бағлаңлар ағамча билән, Қурванлиқ суписиниң бүҗәклиригә.
Psal UyCyr 117:28  Сән мениң Илаһимсән, шүкүр ейтимән, Сән мениң Илаһимсән, улуқлаймән.
Psal UyCyr 117:29  Шүкүр ейтиңлар Худаға, шапаәтликтур Пәрвәрдигар, Униң меһир-муһәббити мәңгүгә давам қилар.