Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 21
Psal UyCyr 21:2  Аһ Худайим, Худайим, ташлавәттиң нечүн мени? Қутқузмастин, нечүн жирақ ташлап кәттиң мени? Аңлимайсән нечүн мениң налә-пәриядимни.
Psal UyCyr 21:3  Әй Рәббим, бәрмидиң һечбир җавап налә қилсам күнбойи, Аһ уруп, ярдәм сорап тапмасмән һечбир арам кечилири.
Psal UyCyr 21:4  Лекин Сән шүбһисизки, муқәддәстурсән, Исраилларниң мәдһийисини тәхт қилип олтарғучисән.
Psal UyCyr 21:5  Әҗдатлиримиз бағлиғандур Саңа ишәнчисини, Бағлиди Саңа ишәнчисини, қутулдурдуң уларни.
Psal UyCyr 21:6  Налә-зар қилип Рәббим Саңа аман қалди улар, Саңа ишәнч қилғанлиқтин уятта қалмиди улар.
Psal UyCyr 21:7  Амма мән инсан әмәс, бәлки қурут кәби, Инсанлар арисида хар вә аҗиздурмән, Авам хәлиқ арисида камситилғандурмән.
Psal UyCyr 21:8  Көргәнләрниң һәммиси мазақ қилар мени. Дейишәр пүрүштүрүп еғизлирини, чайқишип башлирини:
Psal UyCyr 21:9  «Пәрвәрдигарға тапшурған әмәсмеди у өзини, Қутқузсун Пәрвәрдигар әнди уни. Әгәр Пәрвәрдигар шатланған болса униңдин, Қени, қутулдуруп бақсун уни!»
Psal UyCyr 21:10  Лекин Сән анамниң қарнидин туғдурдуң мени, Әмчәктики чеғимдила таянчим қилған едим Сени.
Psal UyCyr 21:11  Мениң Худайим едиң мән туғулғандила, Саңа тапшурулған едим қосақтики чеғимдила.
Psal UyCyr 21:12  Кәтмигин ташлап мени жираққа, Кәлмәктә қийинчилиқлар қистап мени, Ярдәм қилмас һечким маңа.
Psal UyCyr 21:13  Нурғун буқилар қоршавға алди мени Башанниң күчлүк буқилири оравалди әтрапимни.
Psal UyCyr 21:14  Олҗа талишип һөкүрәватқан ширдәк улар гоя, Еғизлирини йоған ачти һәйвә қилишип маңа.
Psal UyCyr 21:15  Гоя судәк төкүлүп мәндин кәтти қудритим, Өгилиридин аҗрап кәтти устиханлирим, Гоя шам болуп ичимдә ериди жүригим, Үмүтсизликтин йоқалди җасаритим.
Psal UyCyr 21:16  Қуриди күч-мағдирим охшап сапал парчисиға, Чаплишип қалди тилим таңлийимға, Қойдуң мени өлүм тописиға.
Psal UyCyr 21:17  Қоршавға алди мени бир топ яманлар, Әтрапимни оравалди әшу иштлар, Пут-қоллиримни тәшти улар.
Psal UyCyr 21:18  Көрүнүп қалди сүйәклирим мана, Һеҗийип қаримақта у яманлар маңа.
Psal UyCyr 21:19  Бөлүшмәк үчүн улар кийимлиримни, Чәк тартишқа ташлиди көйнигимни.
Psal UyCyr 21:20  Әй Пәрвәрдигар, мени ташлап кәтмә жираққа, Мәдәткарим Худа, тездин ярдәм қилғин маңа.
Psal UyCyr 21:21  Қиличтин қутқуз мениң җенимни, Иштларниң чаңгилидин қиммәтлик һаятимни.
Psal UyCyr 21:22  Тартивал мени ширниң ағзидин, Тенимни явайи буқиларниң мүңгүзидин.
Psal UyCyr 21:23  Җакалаймән намиңни қериндашлиримға, Мәдһийиләймән Сени җамаитиң арисида.
Psal UyCyr 21:24  Әй ихласмәнләр Пәрвәрдигарға, Уни мәдһийиләңлар, Әй Яқупниң әвлатлири, Униңға шан-шәрәп кәлтүрүңлар, Әй Исраил әвлатлири, Униңдин әйминиңлар.
Psal UyCyr 21:25  Чүнки У унтуп қалмиди хорланғанларни, Улардин жиркәнмиди һәм йошурмиди Өзини, Бәлки аңлиди уларниң налилирини.
Psal UyCyr 21:26  Мәдһийилиримниң илһамидурсән бүйүк җамаәт арисида, әй Худа, Ада қилай қәсәмлиримни Саңа ихласмәнләрниң алдида.
Psal UyCyr 21:27  Езилгәнләр қанаәтлинәр немәтләрдин, Пәрвәрдигарға тәлпүнгәнләр мәдһийиләр Уни, Худа мәңгү яшнатқай силәрниң қәлбиңларни.
Psal UyCyr 21:28  Йүзлинәр Пәрвәрдигарға яд етип Уни барчә хәлиқләр, Әй Пәрвәрдигар, сәҗдә қилар алдиңда барлиқ қәбилиләр.
Psal UyCyr 21:29  Бәрһәқ, аләмниң падишалиғи тәвәдур Пәрвәрдигарға, У сәлтәнәт жүргүзәр барлиқ милләт, әлләр ара.
Psal UyCyr 21:30  Сәҗдә қилар Пәрвәрдигарға дуниядики гүлләнгән байлар, Тиз пүкәр Униң алдида һәтта гөр ағзиға берип қалғанлар.
Psal UyCyr 21:31  Болур бир әвлат Пәрвәрдигарниң хизмитидә, Егә болар хәвәргә әвлатлар Егәм һәққидә.
Psal UyCyr 21:32  Җакалинар кейинки әвлатларға Худаниң һәққанийлиғи, Баян қилинар Униң һәққанийлиқни әмәлгә ашурғанлиғи.