Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
MATTHEW
Prev Up Next
Chapter 26
Matt UyCyr 26:1  Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилип болғандин кейин шагирт­лириға: — Силәргә мәлумки,
Matt UyCyr 26:2  икки күндин кейин болидиған «Өтүп кетиш» һейтида Инсан Оғли чапрас яғачқа миқлиниш үчүн тутуп берилиду, — деди.
Matt UyCyr 26:3  Алий роһанийлар вә хәлиқ ақсақаллири Қаяпа исимлиқ баш роһанийниң сарийида җәм болушти.
Matt UyCyr 26:4  Улар һәзрити Әйсани һейлә билән тутуп уҗуқтуруш үчүн мәслиһәт қилишти.
Matt UyCyr 26:5  Бирақ улар: — Бу ишни һейт-айәм күнлири қилмайли. Болмиса хәлиқ арисида қалаймиқанчилиқ чиқиши мүмкин, — дейишти.
Matt UyCyr 26:6  Һәзрити Әйса Бәйтания йезисида илгири мохо кесилигә гириптар болған Симунниң өйидә болғанда,
Matt UyCyr 26:7  униң йениға бир аял кирди. У аял ақ қаштешидин ясалған бир қутида наһайити қиммәтлик әтир елип кәлгән еди. Һәзрити Әйса дәстиханда олтарғанда, у аял әтирни Униң бешиға қуйди.
Matt UyCyr 26:8  Шагиртлар буни көрүп хапа болушуп: — Немишкә бундақ исрапчилиқ қилисиз?
Matt UyCyr 26:9  Бу әтир җиқ пулға яратти. У сетилип пули кәмбәғәлләргә берилсә болатти, — дейишти.
Matt UyCyr 26:10  Шагиртларниң нарази болғанлиғини билгән һәзрити Әйса уларға: — Бу аялни хиҗил қилип немә қилисиләр? У Мән үчүн яхши иш қилди.
Matt UyCyr 26:11  Кәмбәғәлләр дайим силәрниң араңларда, лекин Мән араң­ларда дайим болмаймән.
Matt UyCyr 26:12  Бу аял бу әтирни Мени дәпнә қилинишқа тәйяр қилиш үчүн бәдинимгә қуйди.
Matt UyCyr 26:13  Билип қоюңларки, бу Хуш Хәвәр дунияниң қәйиридә йәткүзүлсә, бу аял әслинип, униң қилған иши тилға елиниду, — деди.
Matt UyCyr 26:14  Шу вақитта һәзрити Әйсаниң он икки шагиртидин Йәһуда Ишқарийот исимлиқ бири алий роһанийларниң алдиға берип:
Matt UyCyr 26:15  — Әйсани тутуп бәрсәм, маңа немә берисиләр? — деди. Улар униңға оттуз күмүч тәңгә бәрди.
Matt UyCyr 26:16  Йәһуда шуниңдин етиварән һәзрити Әйсани тутуп бериш үчүн пурсәт издәшкә башлиди.
Matt UyCyr 26:17  «Петир нан» һейтиниң биринчи күни шагиртлар һәзрити Әйса­ниң йениға келишип: — «Өтүп кетиш» һейтиниң тамиғини қәйәрдә тәйярлишимизни халайсиз? — дәп сориди.
Matt UyCyr 26:18  Һәзрити Әйса уларға: — Йерусалимға кирип паланчиниң өйигә берип, униңға: «Устазимиз: Вақит-саатим йеқинлап қалди, «Өтүп кетиш» һейтини шагиртлирим билән бирликтә силәрниң өйдә өткүзәй, дәйду», дәп ейтиңлар, — деди.
Matt UyCyr 26:19  Шагиртлар һәзрити Әйсаниң буйруғиға бенаән «Өтүп кетиш» һейти­ниң тамиғини шу йәрдә тәйярлашқа киришти.
Matt UyCyr 26:20  Кәчқурун һәзрити Әйса он икки шагирти билән дәстиханда олтарди.
Matt UyCyr 26:21  У тамақ йәветип: — Билип қоюңларки, араңларда бири Маңа сатқунлуқ қилиду, — деди.
Matt UyCyr 26:22  Бу сөз уларни интайин қайғуға салди. Улар бир-бирләп: — Я Рәббим, мән әмәстимән? — дәп сорашқа башлиди.
Matt UyCyr 26:23  — Маңа сатқунлуқ қилғучи қолидики нанни тәхсигә Мән билән биллә чилиған кишидур.
Matt UyCyr 26:24  Инсан Оғли Муқәддәс Язмиларда йезил­ғи­нидәк аләмдин өтиду. Лекин Униңға сатқунлуқ қилидиған киши­ниң һалиға вай! У адәм туғулмиған болсичу кашки! — деди һәзрити Әйса.
Matt UyCyr 26:25  Униңға сатқунлуқ қилмақчи болған Йәһуда: — Устаз, мән әмәстимән? — дәп сориди. Һәзрити Әйса униңға: — Дәл сән, — деди.
Matt UyCyr 26:26  Улар тамақ йейишиватқанда, һәзрити Әйса бир нанни қолиға елип, Худаға шүкүр ейтқандин кейин, уни уштуп, шагиртлириға бөлүп бәрди вә: — Елиңлар, йәңлар, бу Мениң теним, — деди.
Matt UyCyr 26:27  Андин қолиға бир җам елип, Худаға шүкүр ейтқандин кейин, уни шагиртлириға сунуп: — Һәммиңлар буниңдин ичиңлар.
Matt UyCyr 26:28  Бу Мениң нурғун адәмләрниң гунали­риниң кәчүрүм қилиниши үчүн төкүлүп, Худаниң келиши­мини түзидиған қенимдур.
Matt UyCyr 26:29  Шуни билип қоюңларки, Худа Атамниң Падиша­лиғида силәр билән бирликтә йеңичә шараптин ичмигичә, бундақ шарапни һәргиз ичмәймән, — деди.
Matt UyCyr 26:30  Улар мәдһийә нахшисини ейтқандин кейин талаға чиқип, Зәйтун теғиға қарап кетишти.
Matt UyCyr 26:31  Бу чағда һәзрити Әйса шагиртлириға: — Бүгүн кечә һәммиңлар Мениң бешимға келидиған ишлар сәвәвидин Мени ташлап кетисиләр, чүнки Муқәддәс Язмиларда Худа: «Қойчини уруп өлтүримән, Падидики қойлири терә-перәң болуп кетиду», дегән.
Matt UyCyr 26:32  Лекин Мән тирилгәндин кейин, Җәлилийәгә силәрдин бурун бари­мән, — деди.
Matt UyCyr 26:33  Петрус Униңға: — Һәммиси Сизни ташлап кәтсиму, мән һәргиз ташлап кәтмәймән, — деди.
Matt UyCyr 26:34  — Билип қойғинки, бүгүн кечә ғораз чиллаштин бурун, сән Мән­дин үч қетим танисән, — деди һәзрити Әйса.
Matt UyCyr 26:35  Бирақ Петрус: — Сиз билән биллә өлүшкә тоғра кәлсиму, Сиздин танмаймән, — деди. Қалған шагиртларму шундақ дейишти.
Matt UyCyr 26:36  Кейин һәзрити Әйса шагиртлири билән биллә Гетсиманә дегән бир йәргә кәлди. У шагиртлириға: «Мән у яққа берип дуа-тилавәт қилип кәлгичә, мошу җайда олтирип туруңлар», дәп
Matt UyCyr 26:37  Петрусни, шундақла Зәбәдийниң икки оғли Яқуп вә Юһаннани биргә елип маңди. Бу вақитта һәзрити Әйсани ғәм бесип, көңли қаттиқ беарам болушқа башлиди.
Matt UyCyr 26:38  У уларға: — Җеним чиқип кетидиғандәк ғәм-қайғуға патти. Силәр бу йәрдә қелип, Мән билән бирликтә һошияр туруңлар, — деди
Matt UyCyr 26:39  вә сәл нерирақ берип, йәргә баш қоюп дуа қилип: — Әй Ата, мүмкин болса бу азап қәдиһини Мәндин жирақлаштур­ғайсән. Лекин бу иш Мениң әмәс, бәлки Сениң ирадәң бойичә болсун, — деди.
Matt UyCyr 26:40  У шагиртлириниң йениға қайтип кәлгинидә, уларниң үгдәп қалғанлиғини көрүп, Петрусқа: — Мән билән биллә бирәр саатму һошияр туралмидиңларму?!
Matt UyCyr 26:41  Езиқ­турулуштин сақлиниш үчүн, сәгәк туруп дуа қилиңлар, ирадә халайду, лекин тән аҗиздур, — деди.
Matt UyCyr 26:42  Һәзрити Әйса иккинчи қетим берип, йәнә дуа қилип: — Әй Ата, әгәр Мән бу азап қәдиһини ичмигичә бу қәдәһ Мәндин жирақлаштурулмиса, ундақта Сениң ирадәң бойичә болсун, — деди.
Matt UyCyr 26:43  У шагиртлириниң йениға қайтип кәлгинидә, уларниң йәнә үгдәп қалғанлиғини көрди. Чүнки улар көзлирини ачалмай қалған еди.
Matt UyCyr 26:44  Шуниң билән һәзрити Әйса уларни ташлап үчинчи қетим берип, йәнә шу сөзләр билән дуа қилди.
Matt UyCyr 26:45  Кейин шагиртларниң йениға келип: — Силәр техичә дәм елип ухлаватамсиләр? Инсан Оғлиниң гунакар­ларниң қолиға тапшурулидиған вақит-саати йетип кәлди.
Matt UyCyr 26:46  Қопуңлар, кетәйли, мана Маңа сатқунлуқ қилидиған киши кәпту! — деди.
Matt UyCyr 26:47  Һәзрити Әйсаниң сөзи аяқлашмастинла, он икки шагиртиниң бири болған Йәһуда кәлди. Униң йенида алий роһанийлар вә хәлиқ ақсақаллири тәрипидин әвәтилгән, қилич-тоқмақлар билән қурал­ланған зор бир топ адәм бар еди.
Matt UyCyr 26:48  Һәзрити Әйсаға сатқунлуқ қилған Йәһуда уларға аллибурун: «Мән Кимни сөйсәм, һәзрити Әйса Шу. Силәр Уни тутуңлар», дегән вә сөйүш арқилиқ бәлгү бәрмәкчи болған еди.
Matt UyCyr 26:49  У удул һәзрити Әйсаниң алдиға берип: — Салам, Устаз, — дәп Уни сөйди.
Matt UyCyr 26:50  Һәзрити Әйса униңға: — Бурадәр, қилидиғиниңни қил, — деди. Буниң билән һелиқи адәм­ләр йопурулуп келип, һәзрити Әйсаға қол селип, Уни тутқун қилди.
Matt UyCyr 26:51  Һәзрити Әйсаниң йенидикиләрдин бири дәрһал қиличини суғуруп, баш роһанийниң чакириға урди. Қилич чакарниң қулиғиға тегип, уни шилип чүширивәтти.
Matt UyCyr 26:52  Һәзрити Әйса униңға: — Қиличиңни қиниға сал, қилич көтәргәнләр қилич астида һалак болиду.
Matt UyCyr 26:53  Яки Мени Худа Атамдин ярдәм алалмайду, дәп ойлап қалдиңму?! Халисам, У Маңа шу ан он икки түмәндин артуқ периштә әвәтиду.
Matt UyCyr 26:54  Бирақ, әгәр Мән ундақ қилсам, Муқәддәс Язмилардики чоқум мошундақ болуши керәклиги тоғрисидики сөзләр қандақ әмәлгә ашсун? — деди.
Matt UyCyr 26:55  Андин һәзрити Әйса у адәмләргә қарап мундақ деди: — Силәр қилич-тоқмақларни көтирип Мени тутқили кәпсиләр, Мени қарақчи көрүватамсиләр? Һәр күни мәркизий ибадәтхана һойлилирида олтирип тәлим берәттим. У чағда тутмидиңлар.
Matt UyCyr 26:56  Амма бу ишларниң йүз бериши пәйғәмбәрләрниң Муқәддәс Язмиларда алдин-ала ейтқанлириниң әмәлгә ашурулуши болди. Бу чағда шагиртлириниң һәммиси Уни ташлап қечип кетишти.
Matt UyCyr 26:57  Һәзрити Әйсани тутқун қилғанлар Уни баш роһаний Қаяпаниң алдиға елип беришти. Тәврат устазлири билән хәлиқ ақсақаллириму у йәрдә җәм болушқан еди.
Matt UyCyr 26:58  Петрус һәзрити Әйсаға таки баш роһанийниң һойлисиғичә жирақтин әгишип барди вә ишниң нәтиҗисини көрүш үчүн ичкиригә кирип, қаравулларниң йенида олтарди.
Matt UyCyr 26:59  Алий роһанийлар вә пүтүн алий кеңәшмә әзалири һәзрити Әйсани өлүм җазасиға мәһкүм қилиш үчүн, ялған испат издәтти.
Matt UyCyr 26:60  Бир мунчә ялған гувачилар оттуриға чиққан болсиму, испат көрситип берәлмиди. Ахирда икки гувачи оттуриға чиқип:
Matt UyCyr 26:61  — Бу адәм: «Мән Худаниң ибадәтханисини бузуп ташлап, үч күн ичидә қайта ясап чиқалаймән» дегән, — деди.
Matt UyCyr 26:62  Баш роһаний орнидин туруп, һәзрити Әйсаға: — Қени, җавап бәрмәмсән? Буларниң Сениң үстүңдин бәргән гувалиқлириға немә дәйсән? — деди.
Matt UyCyr 26:63  Лекин һәзрити Әйса лам-җим демиди. Баш роһаний Униңға: — Мәңгү һаят Худа алдида қәсәм қилишиңни буйруймән. Ейтқин, Худа Оғли Қутқазғучи-Мәсиһ Сәнму? — деди.
Matt UyCyr 26:64  Һәзрити Әйса мундақ җавап қайтурди: — Сизниң дегиниңиздәк. Лекин шуни билип қоюңки, буниң­дин кейин силәр Инсан Оғлиниң қадир Худаниң оң йенида олтиридиған­лиғини вә көктики булутлар үстидә келидиғанлиғини көрисиләр.
Matt UyCyr 26:65  Бу сөзни аңлиған баш роһаний тонлирини житип ташлап: — У Худаға күпүрлүк қилди. Әнди башқа һеч қандақ гувачиниң һаҗити қалмиди. Силәр Униң күпүрлүклирини аңлидиңлар.
Matt UyCyr 26:66  Әнди буниңға немә дәйсиләр? — деди. — Өлүм җазасиға тегишлик! — дәп җавап қайтурушти улар.
Matt UyCyr 26:67  Буниң билән улар һәзрити Әйсаниң йүзигә түкүрүп, Униңға мушт атти. Бәзилири Уни качатлап:
Matt UyCyr 26:68  — Әй Мәсиһ, Пәйғәмбәр болсаң, ейтип баққина, Сени ким урди? — дейишти.
Matt UyCyr 26:69  Петрус ташқиридики һойлида олтиратти. Бир хизмәткар қиз униң йениға келип: — Сән җәлилийәлик Әйса билән бир едиңғу, — деди.
Matt UyCyr 26:70  — Сениң немә дәватқанлиғиңни чүшәнмидим! — дәп инкар қилди Петрус һәммисиниң алдида.
Matt UyCyr 26:71  Андин Петрус дәрвазиниң алдиға чиқти. Уни көргән йәнә бир хизмәт­кар қиз у йәрдә турғанларға: — Бу адәм насирәлик Әйсаниң шериги еди, — деди.
Matt UyCyr 26:72  Петрус қәсәм қилип: — Мән У Адәмни тонумаймән, — дәп йәнә инкар қилди.
Matt UyCyr 26:73  У йәрдә турғанлар бир аздин кейин Петрусниң йениға келип: — Шүбһисизки, сән Әйсаниң шериклириниң бири. Тәләппузуң­дин мана мән дәп чиқип туриду, — дейишти.
Matt UyCyr 26:74  Петрус қәсәм қилип: — У Адәмни тонумаймән. Болмиса мени Худа урсун! — деди. Дәл шу чағда ғораз чиллиди.
Matt UyCyr 26:75  Петрус һәзрити Әйсаниң: «Ғораз чиллаш­тин бурун, сән Мәндин үч қетим танисән!» дегән сөзини есигә елип, ташқириға чиқип қаттиқ жиғлап кәтти.