Toggle notes
Chapter 1
I Th | UyCyr | 1:1 | Мәнки Павлус вә мән арқилиқ Силас һәм Тимотийдин Худа Атимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған Салоника шәһиридики мәсиһийләр җамаитигә салам. Худа силәргә меһир-шәпқәт вә аманлиқ ата қилғай! | |
I Th | UyCyr | 1:3 | Худа Атимизниң алдида ишәнчиңлардин кәлгән яхши ишлириңларни, меһир-муһәббитиңлар билән сиңдүргән әҗриңларни вә Рәббимиз Әйса Мәсиһкә бағлиған үмүтүңлардин кәлгән сәвир-тақәт билән бәрдашлиқ бәргәнлигиңларни дайим әсләп туруватимиз. | |
I Th | UyCyr | 1:5 | Силәргә йәткүзгән бу Хуш Хәвәрни биз сөз биләнла әмәс, бәлки Муқәддәс Роһтин кәлгән күч-қудрәт билән, шундақла Худаниң бу Хуш Хәвәр арқилиқ силәрни қутқузидиғанлиғиға болған толуқ ишәнчимиз билән силәргә йәткүздуқ. Биз силәр билән биллә болған чағларда қандақ яшиғанлиғимизни силәр билисиләр. Буларниң һәммиси силәрниң мәнпийитиңлар үчүн еди. | |
I Th | UyCyr | 1:6 | Силәр биздин, шундақла Рәббимиздин үлгә алдиңлар. Чүнки силәр еғир қийинчилиқларға қаримай, Муқәддәс Роһ ата қилған шат-хорамлиқ ичидә Худаниң сөзини қобул қилдиңлар. | |
I Th | UyCyr | 1:8 | Рәббимиз һәққидики сөзләр силәрдин башлинип, Македонийә вә Юнанғила әмәс, һәммә йәргә тарқилипту. Биз у йәрләргә барғинимизда, кишиләрниң силәрниң Худаға болған ишәнчиңлардин аллиқачан хәвири барлиғини уқтуқ. Шуңа бизниң ишәнчиңлар тоғрисида йәнә еғиз ечишимизниң һаҗити йоқ. | |
I Th | UyCyr | 1:9 | Биз барған җайдики кишиләр силәрниң бизни иллиқ қобул қилғанлиғиңларни аңлиған еди. Улар силәрниң бутларға ибадәт қилиштин ваз кечип, һаят болған һәқиқий Худаға хизмәт қилиш үчүн, Униңға йүзләнгәнлигиңларни бизгә ейтти. | |
Chapter 2
I Th | UyCyr | 2:2 | Силәргә йәнә шуму мәлумки, биз қешиңларға бериштин илгири Филипи шәһиридә турған вақтимизда, у йәрдә азап чәктуқ вә һақарәткә учридуқ. Кейин силәрниң шәһириңлардиму йәнә қаттиқ қаршилиқларға учридуқ, лекин биз Худаниң ярдими билән ғәйрәткә келип, Худаниң Хуш Хәвирини силәргә йәткүздуқ. | |
I Th | UyCyr | 2:3 | Биз бу Хуш Хәвәрни бирәр сахтилиқ, яман нийәт яки һелигәрлик билән йәткүзүватқинимиз йоқ. | |
I Th | UyCyr | 2:4 | Әмәлиятта Худа бизни лайиқ көрүп, Хуш Хәвәрни йәткүзүш вәзиписини бизгә тапшурди. Биз Хуш Хәвәрни инсанларни хурсән қилиш үчүн әмәс, бәлки бизниң қәлбимизни күзитиватқан Худани хурсән қилиш үчүн йәткүзүватимиз. | |
I Th | UyCyr | 2:5 | Силәргә мәлумки, биз һеч қачан силәрниң йениңларға хошамәт қилғили яки ниқаплинип тамахорлуқ қилғили бармидуқ. Буниңға Худа гувадур. | |
I Th | UyCyr | 2:7 | Әйса Мәсиһниң әлчилиридин болғанлиғимиз үчүн, ярдимиңларни тәләп қилишқа һәқлиқ едуқ, лекин силәргә худди балилирини бағриға басқан мулайим анидәк муамилә қилдуқ. | |
I Th | UyCyr | 2:8 | Шу чағда силәргә шундақ муһәббәт бағлиған едуқки, биз Худаниң Хуш Хәвиринила әмәс, өз җенимизниму тәғдим қилишқа рази едуқ. Чүнки силәрни шу қәдәр яхши көрәттуқ! | |
I Th | UyCyr | 2:9 | Қериндашлар, бизниң қандақ тиришип-тирмишип ишлигәнлигимиз җәзмән есиңларда бардур. Биз һеч қайсиңларға еғирчилиғимизни салмаслиқ үчүн, бир тәрәптин кечә-күндүзләп ишләп турмушумизни қамдисақ, йәнә бир тәрәптин Худаниң Хуш Хәвирини силәргә йәткүздуқ. | |
I Th | UyCyr | 2:10 | Мәсиһийләрдин болған силәрниң араңлардики әмәлий һәрикитимизниң пак, һәққаний вә әйипсиз екәнлигигә өзәңлар гувалиқ берәләйсиләр, буниңға Худаму гувадур. | |
I Th | UyCyr | 2:11 | Силәргә мәлумки, биз һәр бириңларға ата пәрзәндигә әҗир сиңдүргәндәк әҗир сиңдүрдуқ, | |
I Th | UyCyr | 2:12 | силәргә мәдәт бәрдуқ, тәсәлла бәрдуқ. Силәрни Өз Падишалиғиға вә шан-шәривигә чақирған Худаниң пәрзәнтлиригә лайиқ яшашқа дәвәт қилдуқ. | |
I Th | UyCyr | 2:13 | Худаға һемишәм шүкүр ейтишимиздики йәнә бир сәвәп шуки, силәр биздин Худаниң сөзини аңлап, уни қобул қилғиниңларда, бу сөзни инсанларниң сөзи әмәс, бәлки Худаниң сөзи, дәп етирап қилдиңлар. Әмәлияттиму бу сөз Худаниң сөзи болуп, у һазир униңға ишинидиған силәргә күчлүк тәсир көрсәтмәктә. | |
I Th | UyCyr | 2:14 | Қериндашлар, силәрниң әһвалиңларму Худаға ишәнгән вә Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған Йәһудийә өлкисидики мәсиһийләр җамаәтлиригә охшайду. Чүнки уларниң шу йәрдики йәһудийлар тәрипидин зиянкәшликкә учриғиниға охшаш, силәрму өз жутдашлириңлар тәрипидин зиянкәшликкә учридиңлар. | |
I Th | UyCyr | 2:15 | Бурун йәһудийларниң әҗдатлири пәйғәмбәрләрни өлтүргән, кейин уларниң әвлатлири Рәббимиз Әйсани өлтүрди. Һазир йәнила бәзи йәһудийлар бизгиму зулум селип, бизни биз Хуш Хәвәр тарқитиватқан шәһәрләрдин қоғлап чиқарди. Уларниң бундақ қилмишлири Худаниң ғәзивини кәлтүриду. Улар худди пүткүл инсанлар билән дүшмәнләшкәндәк, бизниң йәһудий әмәсләрниң қутқузулушиға еришиши үчүн уларға бу Хуш Хәвәрни тарқитишимизға тосқунлуқ қиливатиду. Буниң билән улар гуналирини үзлүксиз көпәйтип чекигә йәткүзмәктә. Шуниң үчүн Худаниң ғәзиви әнди уларға чүшүш алдида туриду. | |
I Th | UyCyr | 2:16 | Бурун йәһудийларниң әҗдатлири пәйғәмбәрләрни өлтүргән, кейин уларниң әвлатлири Рәббимиз Әйсани өлтүрди. Һазир йәнила бәзи йәһудийлар бизгиму зулум селип, бизни биз Хуш Хәвәр тарқитиватқан шәһәрләрдин қоғлап чиқарди. Уларниң бундақ қилмишлири Худаниң ғәзивини кәлтүриду. Улар худди пүткүл инсанлар билән дүшмәнләшкәндәк, бизниң йәһудий әмәсләрниң қутқузулушиға еришиши үчүн уларға бу Хуш Хәвәрни тарқитишимизға тосқунлуқ қиливатиду. Буниң билән улар гуналирини үзлүксиз көпәйтип чекигә йәткүзмәктә. Шуниң үчүн Худаниң ғәзиви әнди уларға чүшүш алдида туриду. | |
I Th | UyCyr | 2:17 | Қериндашлар, биз амалсиз һалда силәрдин вақитлиқ айрилдуқ. Биз силәр билән биллә болмисақму, қәлбимиз йәнила силәр билән биллә. Биз силәр билән йәнә бир қетим дидар көрүшүшкә интизар болғанлиғимиз үчүн, йениңларға беришқа интайин тириштуқ! | |
I Th | UyCyr | 2:18 | Бизниң йениңларға барғумиз кәлгән еди. Болупму мәнки Павлус нәччә қетим силәрни йоқлап бармақчи болған болсамму, бирақ буниңға шәйтан тосалғу болди. | |
I Th | UyCyr | 2:19 | Силәрниң ишәнчидә ахириғичә чоқум чиң туридиғанлиғиңларға ишинимиз вә силәр үчүн бәк хошал болимиз. Рәббимиз Әйса қайта кәлгәндә, Униң алдида пәхирлинидиған таҗимиз дәл силәр әмәсму? | |
Chapter 3
I Th | UyCyr | 3:1 | Биз силәрниң хәвириңларни алалмай тақитимиз қалмиғанда, өзимиз Афина шәһиридә ялғуз қелип, алдиңларға қериндишимиз һәм Худа йолида биз билән биллә Әйса Мәсиһ һәққидики Хуш Хәвәрни тарқитиватқан хизмәтдишимиз Тимотийни әвәтишни қарар қилдуқ. | |
I Th | UyCyr | 3:2 | Биз силәрниң хәвириңларни алалмай тақитимиз қалмиғанда, өзимиз Афина шәһиридә ялғуз қелип, алдиңларға қериндишимиз һәм Худа йолида биз билән биллә Әйса Мәсиһ һәққидики Хуш Хәвәрни тарқитиватқан хизмәтдишимиз Тимотийни әвәтишни қарар қилдуқ. | |
I Th | UyCyr | 3:3 | Бизниң уни әвәтишимиздики мәхситимиз, силәрниң көз алдиңлардики қийинчилиқлар сәвәвидин ишәнчиңларниң тәвринип қалмаслиғи һәм силәрни илһамландуруш вә ишәнчиңларни күчәйтиштур. Бизниң чоқум қийинчилиққа учрайдиғанлиғимизму силәргә мәлум. | |
I Th | UyCyr | 3:4 | Биз силәр билән биллә болған вақтимизда, һәммимизниң қийинчилиқларға учрайдиғанлиғимизни силәргә алдин-ала ейтқан едуқ. Әмәлияттиму дегинимиздәк болди. | |
I Th | UyCyr | 3:5 | Шу сәвәптин тақитим тақ болуп, ишәнчиңларниң зади қандақ екәнлигини билиш үчүн, Тимотийни йениңларға әвәткән едим. Мән шәйтанниң силәрни аздуруши вә буниң билән бизниң силәргә сиңдүргән әҗримизниң бекарға кетишидин әнсиригән едим. | |
I Th | UyCyr | 3:6 | Лекин йеқинда йениңлардин қайтип кәлгән Тимотий ишәнчиңлар вә меһир-муһәббитиңлар тоғрисида бизгә яхши хәвәр елип кәлди. У силәрниң бизни һәр дайим хурсәнлик билән әсләп турғанлиғиңларни, худди бизниң силәрни көргүмиз кәлгәндәк, силәрниңму бизни көргүңлар кәлгәнлигини ейтти. | |
I Th | UyCyr | 3:7 | Қериндашлар, силәрниң ишәнчиңлар аҗизлашмапту. Мошундақ җапа-мәшәқәт вә қийинчилиқлар ичидә турған биз буниңдин чоң илһам алдуқ. | |
I Th | UyCyr | 3:8 | Чүнки Рәббимизгә болған ишәнчиңлар мустәһкәм болғанлиғи үчүн, биз һәқиқәтән яңливаштин роһландуқ, | |
I Th | UyCyr | 3:9 | силәр үчүн хошаллиққа чөмдуқ. Бундақ әһвалда биз Худаниң алдида силәр үчүн қандақму тәшәккүр ейтмай туралаймиз! | |
I Th | UyCyr | 3:10 | Силәр билән дидар көрүшүш вә ишәнчиңлардики йетәрсизликләрни түзитишкә ярдәм берәлишимиз үчүн, кечә-күндүз чин қәлбимиздин Худаға дуа қилмақтимиз. | |
I Th | UyCyr | 3:12 | Рәббимиз силәрниң бир-бириңларға вә һәммә адәмләргә болған меһир-муһәббитиңларни бизниң силәргә болған меһир-муһәббитимиздәк толуп таштурғай. | |
Chapter 4
I Th | UyCyr | 4:1 | Қериндашлар, ахирида биз йәнә шуни демәкчимизки, Худани хурсән қилиш үчүн қандақ яшаш керәклигини биздин үгинивалдиңлар һәм силәр әмәлиятиңлардиму биздин үгәнгиниңлар бойичә шундақ яшаватисиләр. Әнди Худани хурсән қилишқа техиму тиришишиңларни Рәббимиз Әйсаниң нами билән сораймиз. | |
I Th | UyCyr | 4:2 | Чүнки силәр бизниң Рәббимиз Әйсаниң нами билән силәргә йәткүзгән тәлимлиримизни билисиләр. | |
I Th | UyCyr | 4:4 | һәр бириңлар Худани тонумайдиған адәмләрдәк шәһваний һәвәсләргә берилмәй, бәлки тениңлардики бу һәвәсләрни башқуруп, пак вә иззәт-һөрмитиңлар билән һаят кәчүрүңлар. | |
I Th | UyCyr | 4:5 | һәр бириңлар Худани тонумайдиған адәмләрдәк шәһваний һәвәсләргә берилмәй, бәлки тениңлардики бу һәвәсләрни башқуруп, пак вә иззәт-һөрмитиңлар билән һаят кәчүрүңлар. | |
I Th | UyCyr | 4:6 | Бу яман ишларда қериндашлириңларни алдап, улардин пайдилинип кәтмәңлар. Илгири силәрни агаһландурғинимиздәк, Рәббимиз мана шундақ гуналар түпәйлидин инсанларни җазалайду. | |
I Th | UyCyr | 4:8 | Шуниң үчүн бу тәлимни рәт қилған киши инсанни әмәс, бәлки силәргә Муқәддәс Роһ ата қилған Худани рәт қилған болиду. | |
I Th | UyCyr | 4:9 | Қериндашлиқ меһир-муһәббитигә кәлсәк, бу тоғрисида силәргә хәт йезишимизниң һаҗити йоқ, чүнки Худа бир-бириңларға меһир-муһәббәт көрситишни үгәткән. | |
I Th | UyCyr | 4:10 | Әмәлиятта силәр пүтүн Македонийә өлкисидики қериндашларға шундақ қиливатисиләр. Шундақ болсиму, қериндашлар, меһир-муһәббәт көрситиштә техиму тиришишиңларни сораймиз. | |
I Th | UyCyr | 4:11 | Силәргә тапилиғинимиздәк, теч-аман һаят кәчүрүшкә, башқиларниң ишлириға арилашмай, өз ишиңлар билән болушқа вә икки билигиңларға тайинип яшашқа тиришиңлар. | |
I Th | UyCyr | 4:12 | Мана шундақ қилсаңлар, ишәнчиңлар җамаәтниң сиртидики кишиләр алдида иззәт-һөрмәткә егә болуп яшалайсиләр вә ихтисат җәһәттә һеч кимгә беқинмайсиләр. | |
I Th | UyCyr | 4:13 | Қериндашлар, силәрниң Әйса Мәсиһкә ишәнмәй үмүтсизлик ичидә яшаватқан кишиләрдәк һәсрәт чәкмәслигиңлар үчүн, биз аләмдин өткән мәсиһийләр тоғрисидики һәқиқәттин хәвәрдар болушуңларни халаймиз. | |
I Th | UyCyr | 4:14 | Әйса Мәсиһниң өлүп тирилгәнлигигә ишәнгән екәнмиз, Әйса Мәсиһ қайта кәлгәндә Худаниң аләмдин өткән мәсиһийләрни Әйса Мәсиһ билән биллә елип келидиғанлиғиға ишинишимиз керәк. | |
I Th | UyCyr | 4:15 | Биз һазир Рәббимизниң сөзи бойичә силәргә шуни ейтимизки, Рәббимиз қайта кәлгәндә, биз һаят яшаватқанлар һәргизму өлүп кәткән мәсиһийләрдин авал Рәббимиз билән җәм болалмаймиз. | |
I Th | UyCyr | 4:16 | Рәббимиз Өзи бир пәрман арқилиқ баш периштәниң авази вә Худа яңратқан канай садаси билән асмандин чүшиду. Әйса Мәсиһкә мәнсүп болуп өлүп кәткәнләр авал тирилиду. | |
I Th | UyCyr | 4:17 | Кейин һаят яшаватқан бизләр, йәни бу дунияда һаят кәчүрүватқанлар әшу өлгәнләр билән бирликтә Рәббимиз билән асманда көрүшүш үчүн булутлар арисиға көтирилимиз. Шуниңдин кейин Рәббимиз билән мәңгү биргә болимиз. | |
Chapter 5
I Th | UyCyr | 5:2 | Чүнки силәрму яхши билисиләр, Рәббимизниң қайта келидиған күни худди кечидики оғриниң келишигә охшаш туюқсиз келиду. | |
I Th | UyCyr | 5:3 | Кишиләр «дуния теч-аман» дәп турғанда, тәсадипи уларға һалакәт келиду. Бу худди һамилдар аялниң толғиғи уштумтут тутқиниға охшаш болуп, униңдин қечип қутулғили болмайду. | |
I Th | UyCyr | 5:4 | Лекин қериндашлар, силәр Әйса Мәсиһкә ишәнгәнлигиңлар үчүн, қараңғулуқта әмәссиләр. Шуңа у күн силәрни оғриға охшаш чөчүтүп кәлмәйду. | |
I Th | UyCyr | 5:5 | Биз һәммимиз күндүзниң, йәни йоруқлуқниң пәрзәнтлиримиз. Һәммимиз кечиниң, йәни гунаниң қараңғулуғиға мәнсүп әмәсмиз. | |
I Th | UyCyr | 5:6 | Шуниң үчүн Әйса Мәсиһкә ишәнмигәнләрдәк ухлап ятмайли. Әксичә сәгәк вә һошияр болайли. | |
I Th | UyCyr | 5:8 | Йоруқлуққа мәнсүп болған бизләр болсақ, үстимизгә ишәнч вә меһир-муһәббәт савутини, бешимизға қутқузулуш үмүтиниң дубулғисини кийип, өзимизни сәгәк тутушимиз керәк. | |
I Th | UyCyr | 5:9 | Чүнки Худа бизни Өз ғәзивигә учрисун дәп әмәс, бәлки Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ қутқузулсун, дәп таллиғандур. | |
I Th | UyCyr | 5:10 | Әйса Мәсиһ биз үчүн өлди. Буниңдики мәхсәт, У қайта кәлгәндә, биз мәйли һаят яки өлгән болайли, бизниң Униң билән биллә мәңгү яшишимиз үчүндур. | |
I Th | UyCyr | 5:11 | Шуниң үчүн һазирму бир-бириңларни бурунқиға охшаш давамлиқ илһамландуруп, бир-бириңларниң ишәнчини күчәйтиңлар. | |
I Th | UyCyr | 5:12 | Қериндашлар, араңларда җапалиқ ишләватқан вә Рәббимизниң йолида силәргә йетәкчилик қилип несиһәт қиливатқанларни қәдирлишиңларни сораймиз. | |
I Th | UyCyr | 5:13 | Уларниң бу хизмәтлири үчүн уларға чоңқур һөрмәт вә муһәббитиңлар билән муамилә қилиңлар, бир-бириңлар билән инақ өтүңлар. | |
I Th | UyCyr | 5:14 | Қериндашлар, силәрдин өтүнимизки, бекар тәләпләрни ойғитиңлар, жүрәксизләрни илһамландуруңлар, аҗизлиғи болғанларға яр-йөләк болуңлар вә һәммә адәмгә сәвирчан болуңлар. | |
I Th | UyCyr | 5:15 | Һеч қайсиңлар яманлиққа яманлиқ қайтурмаңлар, әксичә бир-бириңларға вә барлиқ кишиләргә һемишәм яхшилиқ қилишни нийәт қилиңлар. | |
I Th | UyCyr | 5:18 | Һәр қандақ әһвалда Худаға шүкүр ейтиңлар, чүнки мана булар Худаниң Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған силәргә қаратқан ирадисидур. | |
I Th | UyCyr | 5:21 | Уларниң һәммисини тәкшүрүп көрүп, һәқиқәтән Худадин кәлгән яки кәлмигәнлигини пәриқ қилип, Худадин кәлгән пәйғәмбәрлик сөзни қобул қилиңлар. | |
I Th | UyCyr | 5:23 | Бизгә аманлиқ ата қилғучи Худа Өзи силәрни тәл-төкүз пак қилғай. Рәббимиз Әйса Мәсиһ қайта кәлгичә Худа роһуңлар, җениңлар вә тениңларни әйипсиз сақлиғай. | |
I Th | UyCyr | 5:27 | Рәббимизниң нами билән силәрниң бу хәтни шу йәрдики һәммә қериндашларға оқуп беришиңларни тапилаймән. | |