Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 103
Psal UyCyr 103:1  Әй қәлбим һәмдусана ейтқин Пәрвәрдигарға! Шан-шавкәтлик, һәйвәтликсән, әй Худа, Илаһим тәңдашсизсән улуқлуқта.
Psal UyCyr 103:2  Йепинчаңдур йоруқлуқ, Сән униңға пүркәнгән, Асминиңниң гүмбизи чедир кәби тикилгән.
Psal UyCyr 103:3  Асмандики тураргаһиң лимлирини, Орнитипсән көктики суларға, Җәң һарвуси кәби қилип булутни, Маңдурупсән шамалниң қанитида.
Psal UyCyr 103:4  Шамал қилисән пәриштилириңни, От ялқуни қилисән хизмәткарлириңни.
Psal UyCyr 103:5  Орнитипсән йәрни шунчә мукәммәл, У һулидин һечбир заман тәврәнмәс.
Psal UyCyr 103:6  Деңиз йәрни йепинча кәби ориған, Чоққиларму су астида қалғанти. Гүлдүрмомаң әймәндүргәч суларни, Сулар тездин өз орниға янғанти.
Psal UyCyr 103:7  Деңиз йәрни йепинча кәби ориған, Чоққиларму су астида қалғанти. Гүлдүрмомаң әймәндүргәч суларни, Сулар тездин өз орниға янғанти.
Psal UyCyr 103:8  Тағлар көрүнүп, вадиларму аян болди, Сулар һәм Сән буйруған йәргә келип җайлашти.
Psal UyCyr 103:9  Деңиз сүйи тешип йәнә басмисун дәп зиминни, Сән уларға чәк қоюп сиздиң чегара сизиқни.
Psal UyCyr 103:10  Сән болғач вадида булақ көзи ечилип, Тағлар ара шилдирлап ақти сулири. Сулар ичсә униңдин даладики җаниварлар, Қанар еди һәттаки явайи ешәкниң тәшналиғи.
Psal UyCyr 103:11  Сән болғач вадида булақ көзи ечилип, Тағлар ара шилдирлап ақти сулири. Сулар ичсә униңдин даладики җаниварлар, Қанар еди һәттаки явайи ешәкниң тәшналиғи.
Psal UyCyr 103:12  Су бойиға қушларму көктин чүшүп қониду, Дайим улар шахларда тақлап жүрүп сайрайду.
Psal UyCyr 103:13  Асмандики су билән суғирисән тағларни, Өзәң өстүргән мевигә толтурисән зиминни.
Psal UyCyr 103:14  Чарва үчүн далада от-чөпләрни өстүрдүң, Озуғини инсанлар қара йәрдин алсун дәп, Етизларда зираәт-көктатларни өстүрдүң.
Psal UyCyr 103:15  Көңүлләрни шат әйлисәң шарапта, Қувәтлидиң нениң билән тәнләрни, Пақираттиң мейиң билән йүзләрни.
Psal UyCyr 103:16  Ливандики кедир дәрәқлири, Пәрвәрдигар тиккәндур уларни, Худа қанғичә суғирар уларни.
Psal UyCyr 103:17  У дәрәқләргә қушлар келип уга ясар, Арча дәрәқлири ләйләкниң өйи болар.
Psal UyCyr 103:18  Тағ өшкилири тағларда ойнар, Тик қия суғурға пана болар.
Psal UyCyr 103:19  Әй Худа, пәсилләрни айриш үчүн айни яраттиң, Қуяшқиму патидиған вақитни билдүрдүң.
Psal UyCyr 103:20  Қараңғулуқ чүшәрсәң кечә болиду, Орманларда җанлиқлар шипирлап кезип жүриду.
Psal UyCyr 103:21  Арсланлар олҗа издәп һувлишар, Рисқилирини улар Худа Сәндин сорар.
Psal UyCyr 103:22  Қуяш чиқса уларму угисиға қайтар, Қайтип келип угисида арам алар.
Psal UyCyr 103:23  Һәммә адәм өз ишиға меңишар, Әтигәндин кәчкичә әмгәк қилар.
Psal UyCyr 103:24  Пәрвәрдигар яратқан мәхлуқатлириң шунчә көптур. Сән яратқан җанлиқлар билән толғандур зимин йүзи, Буларниң һәммисила һекмитиңниң мевисидур.
Psal UyCyr 103:25  Әйнә алдиңда бепаян деңиз ятар, Униңда сан-санақсиз җанлиқ яшар, Һәм уларниң чоңи вә кичиги бардур.
Psal UyCyr 103:26  Унда йәнә Сән яратқан ливятан бар, Үстидә униң қейиқ билән кемә қатнар.
Psal UyCyr 103:27  Улар Сәндин рисқи үчүн озуқ күтәр, Озуқ үчүн җамалиңға тәлмүрәр.
Psal UyCyr 103:28  Озуғини улар Сениң қолуңдин алар, Шу озуқта уларниң қосиғи тояр.
Psal UyCyr 103:29  Дәккә-дүккигә чүшәр улар җамалиңни йошурғиниңда, Җан үзүп қара йәргә қайтар, нәпәслирини тохтатқиниңда.
Psal UyCyr 103:30  Сән Өз нәпәсиңни әвәткиниңдә улар яритилар, Пүтүн йәр йүзи йеңилинар.
Psal UyCyr 103:31  Пәрвәрдигарниң шөһрити әбәдий болғай, Пәрвәрдигар яратқанлиридин хурсән болғай.
Psal UyCyr 103:32  Пәрвәрдигар йәргә бақса зимин титирәр, Таққа тәгсә отлар йенип түтүн чиқар.
Psal UyCyr 103:33  Навада җеним тәндә болсила Мәдһийә ейтимән Худайимға, Мәңгү һәмдусана ейтимән Униңға.
Psal UyCyr 103:34  Ойлиримдин Худа рази болғай, Чүнки Пәрвәрдигардин болдум хошал,
Psal UyCyr 103:35  Гунакарлар йәр йүзидә қалмиғай, Яманлар гумран болғай. Һәмдусана ейтқин әй қәлбим Пәрвәрдигарға, Һәмдусана ейтиңлар һәммиңлар Униңға.