Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
I PETER
Up
1 2 3 4 5
Chapter 1
I Pe UyCyr 1:1  Әйса Мәсиһниң әлчиси болған мәнки Петрустин Понтус, Галатия, Кападокия, Асия вә Битинийә өлкилиридә яшаватқан һәм бу дунияда мусапир болған, Худаниң таллиған бәндилиригә салам.
I Pe UyCyr 1:2  Худа Атимиз Өзиниң алдин-ала орунлаштуруши бойичә силәрни таллиди, Муқәддәс Роһ силәрни пак қилди. Буниңдики мәхсәт, Әйса Мәсиһкә бойсунуп, Униң қурванлиқ қени билән гуналириңлардин жуюлушуңлар үчүндур. Худа силәргә һәссиләп меһир-шәпқәт вә аманлиқ ата қилғай!
I Pe UyCyr 1:3  Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Атиси болған Худаға мәдһийиләр ейтил­ғай! У бизгә чәксиз рәһимдиллик көрситип, Әйса Мәсиһниң өлүмдин тирилиши арқилиқ бизни йеңидин туғулдуруп, өчмәс бир үмүтигә егә қилди.
I Pe UyCyr 1:4  Униң пәрзәнтлири болған бизләр үчүн асманда түгимәс, чиримас, солмас мирас сақланмақта.
I Pe UyCyr 1:5  Худа алдин-ала тәйяр­лап қойған бу үзүл-кесил қутқузушни ахир заманда ашкарә қилғичә, Өзиниң қудрити билән силәрни ишәнчиңлар арқилиқ қоғдайду.
I Pe UyCyr 1:6  Шуниң үчүн һазир силәрниң һәр хил синақлар түпәйлидин вақитлиқ азап-оқубәт тартип, һәсрәт чекишиңларға тоғра кәлсиму, шат-хорамлиққа чөмүңлар.
I Pe UyCyr 1:7  Бундақ азап-оқубәт чекишиңларниң сәвәви ишәнчиңларниң саплиғини испатлаштур. Һәқиқий сап ишәнч болса, алтундинму қиммәтликтур. Гәрчә алтунниң саплиғини отта тавлаш арқилиқ испатлиғили болсиму, у биз үчүн бәри бир мәңгүлүк болалмайду. Ишәнчиңлар сап болса, Әйса Мәсиһ қайта кәлгән чағда бу ишәнч силәргә мәдһийә, шан-шәрәп вә һөрмәт елип келиду.
I Pe UyCyr 1:8  Силәр бурун Әйса Мәсиһни көрүп бақмиған болсаңларму, Уни сөйүп кәлдиңлар. Һазир Уни көрмигән тәғдирдиму Униңға йәнила ишинисиләр. Шуңа қәлбиңлар тил билән ипадиләп бәргили болмай­диған чәксиз шат-хорамлиққа чөмди.
I Pe UyCyr 1:9  Чүнки силәр һазир ишәнчиң­ларниң нишани болған қутқузулуштин һөзүрлини­ва­тисиләр.
I Pe UyCyr 1:10  Бу қутқузулуш тоғрисида илгирики пәйғәмбәрләр тәпсилий издәнгән, уни чүшинишкә тиришқан һәм силәргә ата қилинған бу меһир-шәпқәт тоғрисида алдин-ала ейтқан еди.
I Pe UyCyr 1:11  Әйса Мәсиһниң Роһи уларниң қәлбидә болуп, бу Роһ уларға Худа әвәтмәкчи болған Қутқазғучи чекидиған азап-оқубәтләр вә Униң бу азап-оқубәтләрни чәккәндин кейин еришидиған шан-шәриви тоғрисида алдин-ала мәлумат бәргән. Улар бу ишларниң қачан вә қандақ йүз беридиған­лиғи үстидә издәнгән.
I Pe UyCyr 1:12  Худа бу пәйғәмбәрләргә уларниң бу ишларни алдин-ала ейтишиниң өзлири үчүн әмәс, бәлки силәр үчүн екәнли­гини билдүрди. Бүгүнки күндә Хуш Хәвәрни йәткүзгүчиләр асмандин әвәтилгән Муқәддәс Роһниң күчи билән бу ишларни силәргә йәт­күзди. Һәтта периштәләрму бу ишларниң әмәлгә ашурулғанлиғини көрүшкә тәлпүниду.
I Pe UyCyr 1:13  Шуңа әқил-һошуңларни жиғип, өзәңларни сәгәк тутуңлар, үмүтүң­ларни Әйса Мәсиһ қайта кәлгән күнидә силәргә елип келидиған бәхит-саадәткә пүтүнләй бағлаңлар.
I Pe UyCyr 1:14  Худаға бойсунидиған пәрзәнт­ләрдин болуңлар. Әйса Мәсиһни тонумиған чағлириңлардикидәк болмиғур һәвәсләргә берилмәңлар.
I Pe UyCyr 1:15  Әксичә һәммә ишлириңларда пак болуң­лар, чүнки силәрни чақирған Худа пактур.
I Pe UyCyr 1:16  Худа Муқәддәс Язмиларда: «Пак болуңлар, чүнки Мән пактурмән», дегән.
I Pe UyCyr 1:17  Силәр кишиләрниң иш-һәрикитигә қарап адиллиқ билән сорақ қилидиған Худани «Ата» дегән екәнсиләр, ундақта бу дунияда мусапир болуп яшаватқан вақтиңларни Худани чоңқур һөрмәтләш билән өткүзүңлар.
I Pe UyCyr 1:18  Чүнки силәргә мәлумки, силәр әҗдатлириңлардин қалған әһмийәтсиз турмуш йолиниң қуллуғидин азат болдуңлар. Бу қиммитини һаман йоқитидиған алтун яки күмүчтәк нәрсиләр билән әмәс,
I Pe UyCyr 1:19  бәлки Худа әвәткән кам-котисиз Қозиниң, йәни Әйса Мәсиһ­ниң қиммәтлик қениниң төләмигә кәлди.
I Pe UyCyr 1:20  Әйса Мәсиһ дуния ярити­лиштин илгирила Худа тәрипидин инсанларниң Қутқазғучиси болуш үчүн талланған. У мошу ахирқи вақитларда силәр үчүн бу дунияға әвәтилип, ашкарә қилинди. Бу Худаниң силәр үчүн көрсәткән меһир-шәпқити.
I Pe UyCyr 1:21  Силәр Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға ишинивати­силәр. Худа Әйса Мәсиһни өлүмдин тирилдүрүп, Униңға шан-шәрәп бәрди. Шуниң үчүн силәрниң ишәнчиңлар вә үмүтүңлар Худаға бағланған.
I Pe UyCyr 1:22  Силәр һәқиқәткә бойсунғанлиғиңлардин қәлбиңлар пак қилинип, мәсиһийләрни сөйидиған сәмимий меһир-муһәббәткә егә болдуңлар. Шуңа бир-бириңларни чин қәлбиңлардин қизғин сөйүңлар.
I Pe UyCyr 1:23  Чүнки силәр қайтидин туғулдуңлар. Бу йеңи һаят һаман өлүп кетидиған инсанлар арқилиқ әмәс, бәлки Худаниң сөзи, йәни Худаниң һаятий күчкә егә вә мәңгү моҗут сөзи арқилиқ болди.
I Pe UyCyr 1:24  Худди Муқәддәс Язми­ларда йезилғинидәк: «Пүткүл инсан гүл-гияға охшайду, Уларниң шан-шәриви ғазаң болидиған чечәккә охшайду. Гиялар қуруп, гүлләр солишип өлиду,
I Pe UyCyr 1:25  Бирақ Рәббимизниң сөзи мәңгү моҗут болиду!» Биз силәргә йәткүзгән Хуш Хәвәр дәл Рәббимизниң сөзидур.
Chapter 2
I Pe UyCyr 2:1  Шуниң үчүн барлиқ яманлиқ, һелигәрлик, сахтипәзлик, көрәл­мәслик вә төһмәтхорлуқларни ташлаңлар.
I Pe UyCyr 2:2  Силәр Рәббимизниң меһир-шәпқитидин һөзүрләнгән екәнсиләр, худди йеңи туғулған бовақ аниниң сүтигә тәшна болғандәк, силәрму Худаниң сап сөзигә тәшна болуңлар. Буниң билән силәр гуналириңлардин үзүл-кесил қутқузулғичә, ишәнчидә өсүп йетәләйсиләр.
I Pe UyCyr 2:3  Силәр Рәббимизниң меһир-шәпқитидин һөзүрләнгән екәнсиләр, худди йеңи туғулған бовақ аниниң сүтигә тәшна болғандәк, силәрму Худаниң сап сөзигә тәшна болуңлар. Буниң билән силәр гуналириңлардин үзүл-кесил қутқузулғичә, ишәнчидә өсүп йетәләйсиләр.
I Pe UyCyr 2:4  Әйса Мәсиһ Худаниң салмақчи болған ибадәтханисиниң тирик һул Тешидур. Кишиләр Уни рәт қилған болсиму, лекин Худа Уни таллиди вә қәдирлиди, шуңа силәр Әйса Мәсиһкә йеқинлишиңлар.
I Pe UyCyr 2:5  Шундақ қилсаңлар, Худаниң ибадәтханисиниң селишқа ишлитилидиған тирик ташлардин болисиләр. Силәр Худаға аталған роһанийлар болуп, Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға хизмәт қилиш вә мәдһийә ейтиш қатарлиқ Худани хурсән қилидиған қурванлиқларни берәләйсиләр.
I Pe UyCyr 2:6  Муқәддәс Язмиларда мундақ дейилгән: «Қараңлар, талланған бир қиммәтлик һул Тешини Сионға қойдум. Униңға ишәнгәнләр һәргиз наүмүттә қалмайду».
I Pe UyCyr 2:7  Силәр Әйса Мәсиһтин ибарәт бу һул Тешиға ишәнгәнлигиңлар үчүн, бу һул Теши силәргә нисбәтән қиммәтликтур. Лекин Униңға ишән­мәй­диғанларға нисбәтән бу һул Теши дәл Муқәддәс Язмиларда дейилгинидәк: «Қурулушчилар ташлавәткән бу Таш Қурулушниң мәркизий һул Теши болуп қалди!» «Бу Таш кишиләр путлишидиған Таш болди, Адәмни жиқитидиған Таш болди». Улар Худаниң Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвирини рәт қилған­лиғи үчүн бу Ташқа путлишиду. Уларниң бундақ болуши алдин-ала бәлгүләнгән.
I Pe UyCyr 2:8  Силәр Әйса Мәсиһтин ибарәт бу һул Тешиға ишәнгәнлигиңлар үчүн, бу һул Теши силәргә нисбәтән қиммәтликтур. Лекин Униңға ишән­мәй­диғанларға нисбәтән бу һул Теши дәл Муқәддәс Язмиларда дейилгинидәк: «Қурулушчилар ташлавәткән бу Таш Қурулушниң мәркизий һул Теши болуп қалди!» «Бу Таш кишиләр путлишидиған Таш болди, Адәмни жиқитидиған Таш болди». Улар Худаниң Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвирини рәт қилған­лиғи үчүн бу Ташқа путлишиду. Уларниң бундақ болуши алдин-ала бәлгүләнгән.
I Pe UyCyr 2:9  Лекин силәр болсаңлар Худаниң таллиғанлири, Униң Падишали­ғи­ниң роһанийлири, Худаға аталған хәлиқ, шундақла Худаға мәнсүп болғанларсиләр. Силәрни қараңғулуқтин Өзиниң парлақ йоруқлуғиға чақирған Худа Өзиниң улуқлуғини башқиларға йәткүзүшүңлар үчүн силәрни таллиди.
I Pe UyCyr 2:10  Бурун силәр Худаниң хәлқи әмәс едиңлар, лекин әнди Худаниң хәлқисиләр. Бурун силәр Худаниң рәһим-шәпқитигә еришмигән едиңлар, лекин әнди ериштиңлар.
I Pe UyCyr 2:11  Қәдирлик қериндашлирим, силәр бу дунияда пәқәт мусапир вә меһмансиләр. Шуңа силәрдин өтүнүп сораймәнки, өзәңларни силәр билән қаршилишидиған яман һәвәсләрдин тутувелиңлар.
I Pe UyCyr 2:12  Әйса Мәсиһкә ишәнмәйдиғанлар алдида есил пәзиләт билән яшаңлар. Мошундақ қилғанда, гәрчә улар силәрни яман адәм дәп төһмәт қилсиму, лекин силәрниң яхши әмәлиятиңларни көрүп, Рәббимиз Әйса қайта кәлгән күни Худани улуқлайду.
I Pe UyCyr 2:13  Рәббимизни һөрмәтләш үчүн, инсанлар арисидики һоқуқдар­ларға, йәни әң жуқури мәнсәптики падиша вә униң қол астидики һакимларға бойсунуңлар. Бу һоқуқдарлар яман иш қилғучиларни җазаға тартиш, яхши иш қилғучиларни һөрмәткә сазавәр қилиш үчүн тайинланған.
I Pe UyCyr 2:14  Рәббимизни һөрмәтләш үчүн, инсанлар арисидики һоқуқдар­ларға, йәни әң жуқури мәнсәптики падиша вә униң қол астидики һакимларға бойсунуңлар. Бу һоқуқдарлар яман иш қилғучиларни җазаға тартиш, яхши иш қилғучиларни һөрмәткә сазавәр қилиш үчүн тайинланған.
I Pe UyCyr 2:15  Худаниң ирадиси шуки, силәрниң үстүңлардин шикайәт қилидиған надан адәмләрниң зуванини яхши әмәлиятиңлар арқилиқ тувақлаштур.
I Pe UyCyr 2:16  Силәр әркин адәм болуп, һеч ким силәрниң ундақ яки бундақ қилиш-қилмаслиғиңларни мәнъий қилалмайду. Лекин бу әркинликни яман ишларни қилишниң баниси қиливалмай, Худаниң садиқ хизмәткарлири болуп яшаңлар,
I Pe UyCyr 2:17  барлиқ инсанларни һөрмәтләңлар, мәсиһий қериндашлириңларға меһир-муһәббәт көрситиңлар, Худадин қорқуңлар, Падишани һөрмәтләңлар.
I Pe UyCyr 2:18  Әй қуллар, ғоҗайинлириңларни һөрмәтләп, уларға бойсунуңлар. Силәр яхши вә хуш пеил ғоҗайинларғила әмәс, бәлки қаттиқ қол ғоҗайинларғиму бойсунуңлар.
I Pe UyCyr 2:19  Әгәр араңлардин бири наһәқ азап-оқубәт чәксә һәм бу азап-оқубәткә сәвир-тақәт қилиш Худаниң ирадиси екәнлигини билип, униңға сәвир-тақәт қилса, у Худани хурсән қилиду.
I Pe UyCyr 2:20  Әгәр хаталиқ өткүзүп, тегишлик җазаға тартилғанда, униңға бәрдашлиқ бәрсә, буниң махтинидиған һеч йери йоқ! Лекин яхши ишларни қилип, азап-оқубәт чәксә һәм униңға бәрдашлиқ бәрсә, у Худани хурсән қилиду.
I Pe UyCyr 2:21  Чүнки силәр мана шундақ азап-оқубәткә чақирилдиңлар. Әйса Мәсиһму силәр үчүн азап-оқубәт чекип, силәрни Өзиниң изидин маңсун, дәп силәргә үлгә қалдурди.
I Pe UyCyr 2:22  Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «У гуна қилмиған, ағзидин бирәр еғизму һейлә-микирлик сөз чиқмиған».
I Pe UyCyr 2:23  Әйса Мәсиһ һақа­рәткә учриғанда, тил қайтурматти. Азап-оқубәт чәккәндә, һеч кимгә қорқунуч салматти, әксичә Өзини адил һөкүм қилидиған Худаға тапшуратти.
I Pe UyCyr 2:24  У бизниң гунаниң илкидә яшимаслиғимиз, бәлки һәққанийлиқ йолида меңишимиз үчүн, гуналиримизни Өз зиммисигә елип чапрас яғачқа миқлинип қурван болди. Силәр Униң ярилири билән шипа таптиңлар.
I Pe UyCyr 2:25  Чүнки бурун силәр йолдин азған қойларға охшаттиңлар, лекин һазир өзәңларни қоғдайдиған Қойчиниң, йәни Әйса Мәсиһниң йениға қайтип кәлдиңлар.
Chapter 3
I Pe UyCyr 3:1  Әй аяллар, силәрму әрлириңларға бойсунуңлар. Шундақ қил­саң­лар, Худаниң сөзигә ишәнмәйдиған әрләр өз аялиниң бу пәзи­литидин тәсирлинип Худаға ишиниши мүмкин. Силәрниң уларға артуқчә гәп қилишиңларниң һаҗити йоқ. Чүнки улар силәрниң Худа­ға болған чоңқур һөрмитиңлар вә пак пәзилитиңларни көрәләйду.
I Pe UyCyr 3:2  Әй аяллар, силәрму әрлириңларға бойсунуңлар. Шундақ қил­саң­лар, Худаниң сөзигә ишәнмәйдиған әрләр өз аялиниң бу пәзи­литидин тәсирлинип Худаға ишиниши мүмкин. Силәрниң уларға артуқчә гәп қилишиңларниң һаҗити йоқ. Чүнки улар силәрниң Худа­ға болған чоңқур һөрмитиңлар вә пак пәзилитиңларни көрәләйду.
I Pe UyCyr 3:3  Гөзәллигиңлар сиртқи көрүнүштики алаһидә ясавалған чачлириң­лар, тақиған алтун зебу-зенәтлириңлар вә есил кийимлириңлардин ибарәт әмәс,
I Pe UyCyr 3:4  бәлки қәлбиңлардики өчмәс гөзәллик, йәни мулайим­лиқ вә тәмкинлигиңлардин ибарәт болсун, чүнки бундақ гөзәллик Худаниң алдида интайин қиммәтликтур.
I Pe UyCyr 3:5  Бурунқи чағларда үмүтини Худаға бағлиған садақәтмән аяллар дәл мошундақ гөзәллик билән өзлирини зенәтләп, әрлиригә бойсунатти.
I Pe UyCyr 3:6  Мәсилән, Сарә Ибраһимни «ғоҗайин» дәп атап, униң сөзлиригә бойсунатти. Силәр һеч немидин қорқмай тоғра ишларни қилсаңлар, силәрму Сарәниң пәрзәнтлири болған болисиләр.
I Pe UyCyr 3:7  Әй әрләр, шуниңға охшаш силәрму аяллириңлар билән болған турмушта уларниң силәрдин аҗиз екәнлигини чүшинип, уларға көйүнүңлар вә уларни һөрмәтләңлар. Чүнки уларму силәргә охшаш Худа ата қилған йеңи һаяттин ортақ һөзүрләнгүчи­ләрдур. Шундақ қилсаңлар, дуалириңлар тосалғуға учримайду.
I Pe UyCyr 3:8  Жиғинчақлап ейтқанда, һәммиңлар бир нийәт, бир мәхсәттә болуңлар, бир-бириңларға һисдашлиқ қилиңлар, бир-бириңларни қериндашларчә сөйүңлар, меһриван вә кәмтар болуңлар.
I Pe UyCyr 3:9  Яман­лиққа яманлиқ, аһанәткә аһанәт билән әмәс, әксичә бәхит тиләш билән җавап қайтуруңлар, чүнки Худа силәрни башқиларға бәхит тиләшкә чақирди. Бундақ қилсаңлар, Худа силәрниму бәхитлик қилиду.
I Pe UyCyr 3:10  Худди Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Һаятни сөйүп, яхши күн кәчүрүшни халайдиғанлар, Тилини яманлиқтин, ағзини һейлә-микирлик сөзләрдин жирақ тутсун.
I Pe UyCyr 3:11  Яманлиқни ташлап, яхши ишларни қилсун, Һәммиси билән инақ яшашқа тиришсун.
I Pe UyCyr 3:12  Чүнки Пәрвәрдигарниң көзи һәққанийлардидур, Қулақлири уларниң дуасидидур. Лекин Рәббимизниң нәприти яманлиқ қилғучилардидур».
I Pe UyCyr 3:13  Әгәр силәр дайим яхши ишларни қилишқа тиришсаңлар, башқилар силәргә яманлиқ қилмайду.
I Pe UyCyr 3:14  Лекин һәққанийлиқ йолида азап-оқубәт чәксәңларму, нәқәдәр бәхитликсиләр! Башқиларниң қорқутушидин қорқмаңлар вә әнсирәп кәтмәңлар,
I Pe UyCyr 3:15  бәлки қәлбиң­ларниң чоңқур қатлимидин Рәббимиз Әйсаға орун берип, өзәңларни Униңға атаңлар. Силәрниң мәңгүлүк һаятқа болған үмүтүңларниң сәвәвини сориғанларға җавап беришкә һәр дайим тәйяр туруңлар.
I Pe UyCyr 3:16  Буни мулайимлиқ вә һөрмәт билән ейтиңлар. Вижданиңларни сап тутуңлардә, силәргә төһмәт қилғучилар силәрниң Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлардин йетилгән пәзилитиңларни көрүп, өзлири қилған бу төһмәтлиридин хиҗил болсун.
I Pe UyCyr 3:17  Әгәр азап-оқубәт чекиши­миз Худаниң ирадиси болса, ундақта яхши ишларни қилип азап-оқубәт чекишимиз, яман ишларни қилип азап-оқубәт чекишимиздин әвзәлдур.
I Pe UyCyr 3:18  Есиңларда болсунки, Әйса Мәсиһ гуна қилип бақмиған болсиму, азап-оқубәт чекип, һәммимизни Худа билән яраштуруш мәхситидә биз гунакарларниң орнида өлди. Униң бирла қетимлиқ қурванлиқ қилиниши билән барлиқ гуналиримиз жуюлди. Униң тени өлгән болсиму, лекин Униң Роһи тирилдүрүлди.
I Pe UyCyr 3:19  У солап қоюлған роһларниң йениға мошу роһий һаятлиғи билән берип, Өзиниң бу ғалибисини җакалиди.
I Pe UyCyr 3:20  Солап қоюлған бу роһлар бурунқи заманда Нуһ пәйғәмбәр кемә ясаватқан мәзгилдә Худа сәвирчанлиқ билән улар­ниң товва қилишини күтсиму, Худаниң сөзигә қулақ салмиған киши­ләрниң роһлиридур. Нуһ пәйғәмбәр ясиған кемидә пәқәт бир қанчә кишила, йәни җәми сәккиз киши болуп, улар су арқилиқ қутқузулди.
I Pe UyCyr 3:21  Бу бизниң һазирқи қутқузулғанлиғимизни билдүридиған суға чөмүл­дүрүшимизниң алдин-ала берилгән бешарити болиду. Чөмүл­дүрү­лүшимиз бәдинимизниң кирдин тазилиниши әмәс, бәлки өзимизни Әйса Мәсиһниң тирилдүрүлүши арқилиқ пак виждан билән Худаға беғишлишимиздур.
I Pe UyCyr 3:22  Тирилдүрүлгән Әйса Мәсиһ асманға чиқип, Худаниң оң йенида олтармақта. Периштәләр, асмандики һоқуқ­дарлар вә башқа барлиқ күчлүкләр Униңға тиз пүкмәктә.
Chapter 4
I Pe UyCyr 4:1  Әйса Мәсиһ җисманий җәһәттә азап-оқубәт чәккән екән, силәрму шундақ ирадә билән өзәңларни қуралландуруңлар. Чүнки Худа йолида җисманий җәһәттә азап-оқубәт чәккән киши, гуна қилишни тохтитишқа бәл бағлиған болиду.
I Pe UyCyr 4:2  Буниң билән кейинки һаятиңларни яман һәвәсләргә берилиш билән әмәс, бәлки Худаниң ирадисигә мувапиқ өткүзисиләр.
I Pe UyCyr 4:3  Бурун силәр Худаға ишәнмәйдиғанлар яхши көридиған ишларни қилип, көп вақтиңларни өткүзүвәттиңлар. Силәр бузуқчилиқ, шәһванийлиқ, һарақкәшлик, әйш-ишрәт, ачкөзләрчә йәп-ичиш вә жиркиничлик бутпәрәсликләр ичидә яшап кәлгән едиңлар.
I Pe UyCyr 4:4  Худаға ишәнмәйдиған адәмләр һазир силәрниң өзлиригә охшаш шәһваний турмушқа берилмигәнлигиңларға һәҗәплинип, силәрни һақарәтлимәктә.
I Pe UyCyr 4:5  Лекин улар бу қилмишлири үчүн сорақ қилишқа тәйяр турған Худаға һесап бериду. Кәлгүсидә Худа пүткүл инсанни, мәйли тирикләр яки өлгәнләр болсун, һәммисини сорақ қилиду.
I Pe UyCyr 4:6  Шу сәвәптин Худаниң Хуш Хәвири өлгәнләргиму, улар өлмәс­тин бурун йәткүзүлгән еди. Нәтиҗидә Хуш Хәвәрни қобул қилғанлар гәрчә җисманий җәһәттә башқа инсанларға охшаш, Худаниң һөкүми билән өлгән болсиму, лекин уларниң роһи Худа ата қилидиған мәңгү­лүк һаят билән яшайду.
I Pe UyCyr 4:7  Дунияниң ахирлишидиған күни йеқинлашмақта. Шуңа силәр еғир-бесиқлиқ вә сәгәклик билән дуа қилиңлар.
I Pe UyCyr 4:8  Һәммидин муһими, бир-бириңларға сәмимий меһир-муһәббәт көрситиңлар, чүнки меһир-муһәббәт нурғун гуналарни кәчүргүзүветиду.
I Pe UyCyr 4:9  Бир-бириңлардин нарази болмай, меһмандост болуп өтүңлар.
I Pe UyCyr 4:10  Худа тәрипидин һәр бириңларға хилму-хил һәдийә сүпитидә ата қилинған қабилийәтләрни яхши қоллинип, бир-бириңларға хизмәт қилиңлар.
I Pe UyCyr 4:11  Кимгә Худа тоғрисида тәлим бериш қабилийити ата қилинған болса, у Худаниң сөзлирини сөзлисун, кимгә башқиларға хизмәт қилиш қабилийити ата қилинған болса, у Худаниң бәргән күч-қудрити билән хизмәт қилсун. Буниң билән һәммә ишта Худа Әйса Мәсиһ арқилиқ мәдһийилиниду. Барлиқ шан-шәрәп вә күч-қудрәт Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин!
I Pe UyCyr 4:12  Қәдирлик қериндашлирим, силәр қаттиқ синақларға дуч кәлгиниң­ларда, әҗайип бир ишқа йолуқуп қалдим, дәп һәйран болмаңлар.
I Pe UyCyr 4:13  Әксичә Әйса Мәсиһниң азап-оқубәтлиригә ортақ болғанлиғиңлардин хошал болуңлар. У шан-шөһрәт билән қайтип кәлгәндә, силәрму шат-хорамлиққа чөмисиләр.
I Pe UyCyr 4:14  Әйса Мәсиһкә ишәнгәнлигиңлар сәвәвидин һақарәткә учрисаңлар, нәқәдәр бәхитликсиләр! Чүнки Худаниң улуқ Роһи силәрниң қәлбиңлардин орун алған.
I Pe UyCyr 4:15  Араңлардин бириниң азап-оқубәт чекиши һәргизму қатиллиқ, оғрилиқ вә яманлиқларни қилиш яки башқиларниң ишиға арилишиш сәвәвидин болмисун.
I Pe UyCyr 4:16  Лекин араңлардин бири Әйса Мәсиһкә әгәшкүчи дәп аталғанлиғи сәвәвидин азап-оқубәт чәксә, у буниңдин номус қилмисун. Әксичә шу нам билән аталғанлиғи үчүн Худани мәдһийилисун,
I Pe UyCyr 4:17  чүнки сорақ вақти башланди. Бу сорақ алди билән Худаниң пәрзәнтлири, йәни мәсиһийләрниң ишәнчини синаштин башлиниду. Әгәр бу биз мәсиһий­­­ләр үчүн қийин болса, у һалда Худаниң сөзигә қулақ салмиған­лар­ниң ақивити қандақ болар?
I Pe UyCyr 4:18  Дәл Муқәддәс Язмиларда йезилғи­нидәк: «Әгәр адил адәмләрниң қутқузулуши тәс болса, Худа йолида маңмиғанлар вә башқа гунакарларниң ақивити қандақ болар?»
I Pe UyCyr 4:19  Шуниң үчүн Худаниң ирадиси билән азап-оқубәт чәккәнләр җени­ни ишәнчлик Яратқучиға аманәт қоюп, яхши ишларни қилишни давамлаштурсун.
Chapter 5
I Pe UyCyr 5:1  Һазир мән араңлардики мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчи­ли­ригә бир еғиз сөз қилмақчимән. Чүнки мәнму силәргә охшаш бир йетәкчи һәм Әйса Мәсиһниң чапрас яғачта чәккән азап-оқубәт­ли­риниң гувачиси. У қайтип кәлгәндә, Униң намайән қилиди­ған шан-шәривидин һөзүрләнгүчимән. Йетәкчи сүпитимдә силәр йетәкчи­ләрдин шуни өтүнимәнки,
I Pe UyCyr 5:2  қойчи қойлириға яхши қариғини­ға охшаш, силәрму Худа силәргә аманәт қилған мәсиһийләр җамаити­ниң һалидин хәвәр елиңлар. Буни мәҗбурийәт, бәлки Худаниң ирадиси бойичә разимәнлик билән қилиңлар. Пул тепиш үчүн әмәс, қизғинлиқ билән қилиңлар.
I Pe UyCyr 5:3  Силәргә аманәт қилинған бу мәсиһийләр җамаитиниң һөкүмрани болувалмаңлар, әксичә бу җамаәткә үлгә болуңлар.
I Pe UyCyr 5:4  Шундақ қилсаңлар, баш Қойчи Әйса Мәсиһ қайтип кәлгән­дә, мәңгү чечәкләп туридиған шан-шәрәп таҗиға еришисиләр.
I Pe UyCyr 5:5  Әй жигитләр, силәрму йетәкчиләргә бойсунуңлар. Һәммиңлар бир-бириңларға кәмтар болуңлар, чүнки Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Худа қаршидур тәкәббурларға, меһир-шәпқәт қилар кәмтарларға».
I Pe UyCyr 5:6  Өзәңларни Худаниң қудрәтлик қоли астида төвән тутуңлар. Шундақ қилсаңлар, вақти кәлгәндә Худа силәрни үстүн қилиду.
I Pe UyCyr 5:7  Барлиқ ғәм-қайғулириңларни Худаға тапшуруңлар, чүнки У силәргә ғәмхорлуқ қилиду.
I Pe UyCyr 5:8  Өзәңларни һошияр вә сәгәк тутуңлар, чүнки дүшминиңлар болған шәйтан худди ечиқап кәткән ширдәк араңлардики мәсиһийләрни жутмақчи болуп, қатирап жүриду.
I Pe UyCyr 5:9  Силәр мустәһкәм ишәнчиңлар билән шәйтанға тақабил туруңлар. Чүнки есиңларда болсунки, дунияниң һәр қайси җайлиридики қериндашлириңларму силәргә охшаш азап-оқубәт чекиватиду.
I Pe UyCyr 5:10  Пүткүл меһир-шәпқәтниң мәнбәси болған Худа силәрни Әйса Мәсиһ арқилиқ Өзиниң мәңгүлүк шан-шәривигә чақирған. Силәр вақитлиқ азап-оқубәт чәккиниңлардин кейин, Худа силәрни дәс турғузуп, силәрни чидамлиқ қилип, ишәнчиң­ларни мустәһкәм вә тәврәнмәс қилиду.
I Pe UyCyr 5:11  Барлиқ күч-қудрәт Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин!
I Pe UyCyr 5:12  Мән Худа йолидики садиқ қериндишим Силасниң ярдими билән бу қисқиғина хәтни яздим. Ушбу хәтни йезишимдики мәхсәт силәрни илһамландуруш вә Худаниң һәқиқий меһир-шәпқити һәққидә гувалиқ бериштин ибарәттур. Бу меһир-шәпқәттә чиң туруңлар.
I Pe UyCyr 5:13  Силәр билән биллә Худа тәрипидин талланған Бабилдики мәсиһий­­ләр җамаитидин вә Худа йолидики оғлум Маркустин силәргә салам.
I Pe UyCyr 5:14  Бир-бириңлар билән меһриванларчә саламлишиңлар. Силәр­гә, йәни Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған һәммиңларға аманлиқ яр болғай!