PSALMS
1
2
3
4
5
6
7
8
9
10
11
12
13
14
15
16
17
18
19
20
21
22
23
24
25
26
27
28
29
30
31
32
33
34
35
36
37
38
39
40
41
42
43
44
45
46
47
48
49
50
51
52
53
54
55
56
57
58
59
60
61
62
63
64
65
66
67
68
69
70
71
72
73
74
75
76
77
78
79
80
81
82
83
84
85
86
87
88
89
90
91
92
93
94
95
96
97
98
99
100
101
102
103
104
105
106
107
108
109
110
111
112
113
114
115
116
117
118
119
120
121
122
123
124
125
126
127
128
129
130
131
132
133
134
135
136
137
138
139
140
141
142
143
144
145
146
147
148
149
150
Chapter 68
Psal | UyCyr | 68:4 | Пәрият чекип һалим кәтти, Гәллирим қуруп кәтти, Тәлмүрүп Худайимға Көзүмниң нури кәтти. | |
Psal | UyCyr | 68:5 | Чечимдин көптур мениң, Сәвәпсиз маңа өчләр. Қара чаплар маңа улар, Мени йоқатмақчи болғанлар — Мәндин күчлүк дүшмәнләр. Мән булимиған нәрсини, Қайтуруп бәр дәйду улар. | |
Psal | UyCyr | 68:7 | Әй Пәрвәрдигар — Қудрәтлик Сәрдар Худа, Мениң сәвәвимдин Үмүтини Саңа бағлап күткәнләр Йәргә қарап қалмиғай. Әй исраилларни таллиған Худа, Саңа тәлпүнгәнләр, Мениң сәвәвимдин Шәрмәндә болмиғай. | |
Psal | UyCyr | 68:10 | Чүнки муқәддәс өйүңгә болған муһәббитим Орғутиду худди оттәк мениң қәлбимни. Саңа һақарәт қилғанларниң һақарәтлириму, Басти һәм мениң үстүмни. | |
Psal | UyCyr | 68:14 | Шундақтиму дуа қилимән тохтимай Саңа, Мәңгүлүк муһәббәт болғач Сәндә, Халиған вақтиңда, ишәнчлик ниҗатлиғиңни Дуалиримға җавап қилип, бәргин маңа. | |
Psal | UyCyr | 68:15 | Қутқуз мени маңа өч болғанлардин, Қутқуз мени петип қалған патқақлиқтин, Қутқуз мени суниң чоңқур қайнимидин. | |
Psal | UyCyr | 68:16 | Ғәриқ қилма мени кәлкүн сулириға, Жутқузмиғин мени деңиз долқуниға, Йәм қилмиғин мени теги йоқ һаңға. | |
Psal | UyCyr | 68:17 | Әй Пәрвәрдигар, маңа Өзәң җавап бәргин, Чүнки мәңгүлүк муһәббитиң әвзәл маңа, Меһри чәксиз җамалиңни көрсәт Худа. | |
Psal | UyCyr | 68:18 | Җамалиңни мән қулуңдин йошурмиғин, Чүнки еғир күн чүшти мениң бешимға. Әй Илаһим, маңа тездин җавап бәргин. | |
Psal | UyCyr | 68:19 | Әй Пәрвәрдигар, йеқинлашқин маңа, Халас қилип дүшмәнлиримдин, Қутқазғучи болғин җенимға. | |
Psal | UyCyr | 68:20 | Билисән мениң қандақ һақарәтләнгәнлигимни, Рәсва болуп беһөрмәт қалғанлиғимни, Сән билисән мениң барлиқ дүшмәнлиримни. | |
Psal | UyCyr | 68:21 | Қәлбимни ярилиди һақарәтләр, Қайғу вә һәсрәтләргә чөмүлдүм. Тәлмүрсәмму һисдашлиқ қиларму дәп бирәри, Яки тәсәлла берәрму дәп бирәрси, Бирәрсиму чиқмиди, йоқтур һечким. | |
Psal | UyCyr | 68:27 | Чүнки улар техиму зиянкәшлик қилмақта Сән җазалиғанларға, Азап қошмақта Сән зәхмиләндүргәнләрниң азавиға. | |
Psal | UyCyr | 68:28 | Әй Пәрвәрдигар, җаза қошқин уларниң җазасиға, Һәм адаләтниң несивисини бәрмигин уларға. | |
Psal | UyCyr | 68:32 | Бундақ қилиш Сени хурсән қилар, Бу Саңа өкүз тәғдим қилғандин әвзәлдур, Мүңгүзлүк вә туяқлиқ буқилардинму әладур. | |
Psal | UyCyr | 68:34 | Чүнки Худа қулақ салар муһтаҗларниң дәртлиригә, Етиварсиз қаримас азап тартқан бәндилиригә. | |
Psal | UyCyr | 68:36 | Чүнки Худа қутқузар Сионни, Қайта қурар Йәһудийә шәһәрлирини. У йәр Худаниң хәлқигә мәнсүп болар, Улар шу зиминда һәм маканлишар. | |