Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
COLOSSIANS
Up
1 2 3 4
Toggle notes
Chapter 1
Colo UyCyr 1:1  Худаниң ирадиси билән Әйса Мәсиһниң әлчиси болушқа таллан­ған мәнки Павлус вә мән арқилиқ қериндишимиз Тимотийдин
Colo UyCyr 1:2  Колоси шәһиридики Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған садиқ вә муқәддәс хәлиққә салам. Худа Атимиз силәргә меһир-шәпқәт вә аманлиқ ата қилғай!
Colo UyCyr 1:3  Биз силәр үчүн дуа қилғанда, һемишәм Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Атиси болған Худаға шүкүр ейтимиз.
Colo UyCyr 1:4  Чүнки биз силәрниң Әйса Мәсиһкә ишәнгәнлигиңлардин вә Худаниң барлиқ муқәддәс хәлқигә меһир-муһәббәт көрсәткиниңлардин хәвәр таптуқ.
Colo UyCyr 1:5  Силәрниң ишән­чиңлар вә меһир-муһәббитиңлар асманда силәр үчүн сақлиниватқан һәқиқий байлиққа болған үмүтүңлардин кәлгән. Һәқиқәттин ибарәт болған Хуш Хәвәр силәргә дәсләптә йәткүзүлгән чағдила бу үмүт силәрдә пәйда болған.
Colo UyCyr 1:6  Хуш Хәвәр силәргә йәткәндә, силәр Худаниң меһир-шәпқитини һәқиқий тонуп йәттиңлар. Ушбу Хуш Хәвәр араңларда биринчи күндин тартип мевә берип, өз тәсирини көрсәт­кинидәк, һазирму дунияниң нурғун җайлирида шундақ қилмақта.
Colo UyCyr 1:7  Силәр Худаниң бу меһир-шәпқити тоғрилиқ бизниң қәдирлик хизмәт­дишимиз Епафирадин тәлим алдиңлар. У Әйса Мәсиһниң садиқ хизмәткари болуп, бизниң орнимизда силәр үчүн хизмәт қили­ватиду.
Colo UyCyr 1:8  У йәнә Муқәддәс Роһ силәргә ата қилған меһир-муһәббәттин бизни хәвәрдар қилди.
Colo UyCyr 1:9  Шуңа биз силәр тоғрисидики бу хәвәрни аңлиған күндин башлап, силәр үчүн давамлиқ дуа қилип туруватимиз. Биз дуайимизда Худадин шуни тилидуқки, силәр Муқәддәс Роһ арқилиқ әқил-парасәткә толуп, Худаниң ирадиси тоғрилиқ толуқ чүшәнчигә еришкәйсиләр.
Colo UyCyr 1:10  Шундақ болғанда, Рәббимизниң ирадисигә мунасип яшап, һәр җәһәттин Уни хурсән қилалайсиләр һәм һаятиңларда һәр бир яхши ишта мевә берип, Худани техиму чоңқур тонуп йетәләйсиләр.
Colo UyCyr 1:11  Биз йәнә шуни тилидуқки, Худа силәрни Өзиниң улуқ қудрити билән күчләндүргәй. Шундақ болғанда, силәр һәр қандақ ишқа сәвирчанлиқ билән бәрдашлиқ берәләйсиләр һәм хошал-хорамлиққа чөмүп,
Colo UyCyr 1:12  Худа Атимизға шүкүр ейтисиләр. Чүнки Худа силәрни йоруқлуқта яшаватқан барлиқ муқәддәс хәлиқниң мирасидин ортақ һөзүрлинишкә лайиқ қилди.
Colo UyCyr 1:13  У бизни шәйтанниң зулум-зәхмитидин қутулдуруп, сөйүмлүк Оғлиниң Падишалиғиға елип кирди.
Colo UyCyr 1:14  Биз Униң сөйүмлүк Оғли арқилиқ гунаниң қуллуғидин әркин болдуқ, йәни гуналиримиз кәчүрүм қилинди.
Colo UyCyr 1:15  Әйса Мәсиһ көз билән көргили болмайдиған Худаниң обризидур. У барлиқ мәвҗудатлардин бурун моҗут болған болуп, улардин үстүн туриду.
Colo UyCyr 1:16  Чүнки мәйли йәр йүзидә яки асманда болсун, мәвҗудат­лар­ниң һәммиси У арқилиқ яритилған. Көргили болидиған мәвҗудатлар яки көргили болмайдиған асмандики һәр қандақ мәртивиликләр, мәнсәпдарлар, һөкүмранлар вә һоқуқдарлар болсун, һәммиси У арқилиқ вә Униң үчүн яритилғандур.
Colo UyCyr 1:17  У барлиқ мәвҗудатлардин бурун моҗуттур. Барлиқ мәвҗудатлар У арқилиқла моҗут болуп туриду.
Colo UyCyr 1:18  Әйса Мәсиһ Өз тенидин ибарәт болған мәсиһийләр җамаи­ти­ниң Беши вә униң Бәрпа Қилғучисидур. Униң һәр җәһәттин пүткүл мәвҗудатлардин үстүн туруши үчүн, У әң авал өлүмдин мәңгү­лүккә тирилдүрүлгән.
Colo UyCyr 1:19  Худа Өзиниң барлиқ мукәммәл тәбиити­ниң Униңда болушини халиди.
Colo UyCyr 1:20  Һәм У арқилиқ йәр йүзи вә асман­дики барлиқ мәвҗудатни Өзи билән яраштуруп, Униң чапрас яғачта аққузған қени арқилиқ инақлиқни әслигә кәлтүрүшниму халиди.
Colo UyCyr 1:21  Илгири силәрму Худадин айрилип, қилған яман ой-пикриңлар вә ишлириңлар сәвәвидин Униң билән дүшмәнләшкән едиңлар.
Colo UyCyr 1:22  Бирақ һазир Худа Өз Оғли Әйса Мәсиһниң инсан тенидә чапрас яғачқа миқлинип қурван болуши арқилиқ силәрни Өзи билән яраштурди. Буниңдики мәхсәт, силәрниң Худаниң алдида пак, камчилиқсиз вә әйипсиз болушуңлар үчүндур.
Colo UyCyr 1:23  Лекин силәр чоқум ишәнчиңларда тәврәнмәй, чиң вә мустәһкәм турушуңлар, Хуш Хәвәр силәргә елип кәлгән үмүттин ваз кәчмәслигиңлар керәк. Бу Хуш Хәвәр пүтүн йәр-йүзидә йәткүзүлүватқан болуп, мән Павлусму уни йәткүзүшкә тайинландим.
Colo UyCyr 1:24  Мән һазир силәр үчүн азап-оқубәт тартиватқинимға хурсәнмән. Чүнки худди Әйса Мәсиһ азап-оқубәт тартқанға охшаш, мән Униң тени, йәни мәсиһийләр җамаити үчүн тартишқа тегишлик болған азап-оқубәтниң бир қисмини өз тенимдә тартиватимән.
Colo UyCyr 1:25  Худа Хуш Хәвәрниң силәргә йәткүзүлүши үчүн мени мәсиһийләр җамаитиниң хизмәткари қилип тайинлиди.
Colo UyCyr 1:26  Бу Хуш Хәвәр қедимий заманлардин бу ян ашкариланмиған. Һазир униң сири Худаниң муқәддәс хәлқигә аян қилинди.
Colo UyCyr 1:27  Худа бу сирниң силәр йәһудий әмәсләргиму һәқиқий улуқлуқ елип келидиғанлиғини Өз муқәддәс хәлқигә билдүрүшни халиди. Бу сир дәл Әйса Мәсиһниң қәлбиңларда екәнлигидур. Бу силәр үмүт қилған улуқлуққа кәлгүсидә еришишиңларниң капали­ти­дур.
Colo UyCyr 1:28  Шуңа биз Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәрни барлиқ инсан­ларға йәткүзүшкә, шундақла Худа бизгә ата қилған барлиқ әқил-парасәт билән уларға несиһәт қилип, тәлим беришкә тиришива­тимиз. Буниңдики мәхсәт, уларниң Әйса Мәсиһкә мәнсүп болуп, Униңға болған ишәнчиниң һәр җәһәттин толуқ йетилгән һалда Худаниң алдиға бериши үчүндур.
Colo UyCyr 1:29  Бу мәхсәткә йетиш үчүн, Әйса Мәсиһтин кәлгән, һаятимда намайән болуватқан зор күчкә тайинип, тиришип-тирмишип ишләватимән.
Chapter 2
Colo UyCyr 2:1  Мениң силәр вә Лаодикия шәһиридикиләр һәм мени техи көрмигән башқа кишиләр үчүн қандақ тиришип-тирмишип ишләватқанлиғимни билишиңларни халаймән.
Colo UyCyr 2:2  Мениң бундақ ишлишим силәрниң ич-ичиңлардин илһамлинип, бир-бириңларға меһир-муһәббәт көрситип, өз-ара бағлинишиңлар үчүндур. Шундақ болғанда, һәқиқәтни чоңқур чүшиништин кәлгән толуқ ишәнчкә еришип, Худа ашкарилиған сирни, йәни Әйса Мәсиһни һәқиқий тонуп йетәләйсиләр.
Colo UyCyr 2:3  Барлиқ әқил-парасәт вә билим Әйса Мәсиһкә муҗәссәмләнгән.
Colo UyCyr 2:4  Һеч кимниң силәрни чирайлиқ гәп-сөзләр билән аздуруп кәтмәслиги үчүн, буларни ейтиватимән.
Colo UyCyr 2:5  Чүнки мән силәр билән бир йәрдә болмисамму, қәлбим дайим силәр билән биллә. Силәрниң турмушуңларниң тәртиплик вә Әйса Мәсиһкә болған ишәнчиңларниң мустәһкәм екәнлигини аңлап, хурсән болмақтимән.
Colo UyCyr 2:6  Силәр Әйса Мәсиһни Рәббимиз, дәп қобул қилған екәнсиләр, Униңға әгишип яшаңлар.
Colo UyCyr 2:7  Униңға болған ишәнчиңлар чоңқур йилтиз тартқан дәрәққә вә пухта қурулған бенаға охшаш мустәһкәм болсун. Силәргә тапшурулған һәқиқәттә чиң туруңлар. Қәлбиңлар Худаға болған миннәтдарлиқ билән толсун.
Colo UyCyr 2:8  Еһтиятчан болуңлар, һеч ким силәрни қуруқ пәлсәпә вә асассиз гәпләр билән аздуруп кәтмисун. Булар Әйса Мәсиһниң тәлимидин әмәс, бәлки инсанларниң әнъәнилири вә бу дуниядики яман роһий күчләрниң тәсирлиридин кәлгән.
Colo UyCyr 2:9  Худаниң барлиқ мукәммәл тәбиити бу дунияға инсан тенидә кәлгән Әйса Мәсиһтидур.
Colo UyCyr 2:10  Силәр роһий күчләр дуниясидики барлиқ һөкүмранлар вә һоқуқдарлардин үстүн турғучи Әйса Мәсиһкә мән­сүп болғанлиғиңлар үчүн Униң мукәммәллигидин толуқлинип турисиләр.
Colo UyCyr 2:11  Силәр Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, җисманий җәһәттики хәтнини әмәс, бәлки у ата қилған роһий җәһәттики хәтни­ни қобул қилдиңлар. Бу силәрни гунакар тәбиитиңларниң илки­дин қутулдуридиған хәтнидур.
Colo UyCyr 2:12  Чөмүлдүрүшни қобул қилғиниң­ларда, силәр Әйса Мәсиһкә бағланғанлиғиңлар үчүн, Униң өлүми биләнму бағлинип, Униң билән биллә көмүлдүңлар вә Униң билән биллә тирилдүрүлдүңлар. Бу Әйса Мәсиһни өлүмдин тирилдүргән Худаниң күч-қудритигә болған ишәнчиңлар арқилиқ болди.
Colo UyCyr 2:13  Силәр бурун гуна ичидә яшиғанлиғиңлар вә гунакар тәбиитиңларниң илкидин қутулмиғанлиғиңлар үчүн, роһий җәһәттә өлүк едиңлар. Бирақ Худа силәрни Әйса Мәсиһкә бағлап, йеңи һаятқа ериштүрди вә пүтүн гуналириңларни кәчүрүм қилди.
Colo UyCyr 2:14  Әйса Мәсиһ чапрас яғачқа миқланғанда, Худа барлиқ гуналиримиз хатириләнгән, бизгә қарши болған һесап-китавини шу чапрас яғачқа миқлап, бекар қилди.
Colo UyCyr 2:15  Шундақ қилип, Худа роһий күчләр дуниясидики яман һөкүмранлар вә һоқуқдарларни қуралсизландуруп, Әйса Мәсиһниң чапрас яғачтики қурванлиғи арқилиқ улар үстидин ғалибә қилиш билән уларни пүткүл аләм алдида номуста қалдурди.
Colo UyCyr 2:16  Шуниң үчүн йемәк-ичмәк җәһәттә вә һейт-айәм, йеңи ай мәйрәмлири яки дәм елиш күнлирини өткүзүш яки өткүзмәслик җәһәттә һеч кимниң силәрни әйипләйдиған һоқуқи йоқ.
Colo UyCyr 2:17  Бундақ қаидә-йосунлар пәқәт Әйса Мәсиһ әмәлгә ашуридиған ишлардин дерәк беридиған көләңгидур. Бу ишлар Әйса Мәсиһ тәрипидин әмәлгә ашурулуп болди.
Colo UyCyr 2:18  Сахта кәмтарлиқ қилишқа вә периштәләргә ибадәт қилишқа берилгән кишиләрниң бундақ ишларда әйипләш­лиригә пәрва қилмаңлар. Улар сахта, ғайибанә аламәтләргә есилиши­велип, һәр хил хам хиялларда болуп, асассиз тәкәббурлуқ қилиду.
Colo UyCyr 2:19  Уларниң мәсиһийләр җамаитиниң беши болған Әйса Мәсиһ билән һеч қандақ мунасивити йоқ. Мәсиһийләр Әйса Мәсиһниң башқуруши вә пәрвишидә худди бәдәндики боғум вә пәйләр өз ара чиң туташ­қандәк, өз ара бирлишип, Худаниң ирадиси бойичә өсүп йетилиду.
Colo UyCyr 2:20  Силәр бу дунияға нисбәтән Әйса Мәсиһ билән биллә өлүп, бу дуниядики яман роһий күчләрниң тәсирлиридин азат болған екәнсиләр, йәнә немә үчүн шуларниң «буни тутма», «әвуни йемә», «буниң­ға тәгмә» дегәндәк қаидә-йосунлириға йепишивалисиләр?
Colo UyCyr 2:21  Силәр бу дунияға нисбәтән Әйса Мәсиһ билән биллә өлүп, бу дуниядики яман роһий күчләрниң тәсирлиридин азат болған екәнсиләр, йәнә немә үчүн шуларниң «буни тутма», «әвуни йемә», «буниң­ға тәгмә» дегәндәк қаидә-йосунлириға йепишивалисиләр?
Colo UyCyr 2:22  Бу қаидә-йосунларниң һәммиси түгәйдиған нәрсиләр тоғрисида болуп, пәқәтла инсанларниң буйруқ вә тәлимлиридин пәйда болған.
Colo UyCyr 2:23  Рошән­ки, кишиләр өзлири иҗат қиливалған динлардики мундақ диндарлиқ, сахта кәмтарлиқ вә өз тенини азапқа салидиған қаидә-йосунлар дана­лиқ­тәк көрүнсиму, әмәлиятта гунакар тәбиитимиздики һәвәсләрни чәкләштә һеч қандақ пайдиси йоқтур.
Chapter 3
Colo UyCyr 3:1  Әйса Мәсиһ билән биллә тирилгән екәнсиләр, ундақта асман­дики ишларға интилиңлар. Әйса Мәсиһ асманда Худаниң оң тәрипидә олтириду.
Colo UyCyr 3:2  Силәр бу дуниядики ишларға әмәс, бәлки асмандики ишларға баш қатуруңлар.
Colo UyCyr 3:3  Чүнки силәр бу дунияға нисбәтән өлдүңлар. Һаятиңлар Әйса Мәсиһ билән Худаниң һозурида йошурундур.
Colo UyCyr 3:4  Һаятиңларниң мәнбәси болған Әйса Мәсиһ қайтип кәлгәндә, силәр Униң билән биллә шан-шәрәптә аян болисиләр.
Colo UyCyr 3:5  Шуниң үчүн өзәңлардики бу дунияға хас арзу-һәвәсләрни, йәни җинсий әхлақсизлиқ, напаклиқ, шәһванийлиқ, яман һәвәс вә ачкөз­лүк­­ләрни ташлаңлар. Ачкөзлүк бутпәрәсликтин пәриқләнмәйду.
Colo UyCyr 3:6  Худаниң ғәзиви мошундақ ишларни қилғучиларниң бешиға чүшиду.
Colo UyCyr 3:7  Бурун силәрму бундақ арзу-һәвәсләр ичидә яшап, яман турмуш кәчүргән едиңлар.
Colo UyCyr 3:8  Әнди бундақ яман ишларниң һәммисини ташлаңлар. Ғәзәпли­ниш, аччиқлиниш, яман нийәттә болуш, төһмәт қилиш яки әдәпсиз гәп-сөзләрни қилиштәк яман ишлардин жирақ туруңлар.
Colo UyCyr 3:9  Шундақла бир-бириңларға ялған сөзлимәңлар. Чүнки силәр кона тәбиитиңларни бурунқи қилмишиңлар билән биллә чөрүп ташлап,
Colo UyCyr 3:10  йеңи тәбиәткә егә болдуңлар. Силәр Яратқучи Худаниң обризи бойичә йеңилиниват­қиниңларда, Худани тонушуңлар чоңқурлишиду.
Colo UyCyr 3:11  Бу йеңи һаятта бизниң йәһудий яки йәһудий әмәс, хәтнә қилинған яки қилинмиған, мәдәнийәтсиз һәтта явайи, қул яки әркин адәм болушимиз муһим әмәс. Муһими Әйса Мәсиһтур. У болса һәммимизниң қәлбидидур.
Colo UyCyr 3:12  Худа силәрни сөйүп, «Өзәмгә атиған хәлқим» дәп таллиған екән, рәһимдил, меһриван, кәмтар, мулайим вә сәвирчан болуңлар.
Colo UyCyr 3:13  Бир-бириңларға кәң қосақ болуңлар. Әгәр араңларда бири силәрниң көңлүң­ларни ағритқан болса, уни кәчүрүңлар. Рәббимиз силәрни кәчүрги­нидәк, силәрму башқиларни кәчүрүңлар.
Colo UyCyr 3:14  Әң муһими, меһир-муһәббәтлик болуңлар. Чүнки меһир-муһәббәт бир-биримизни бағлап, мукәммәл инақлиққа башлайду.
Colo UyCyr 3:15  Әйса Мәсиһ ата қилған теч-аманлиқ қәлбиңларни башқурсун. Чүнки силәр бир тәнниң әзалири болуп, бу инақлиқ ичидә яшашқа чақирилдиңлар. Һемишәм Худаға шүкүр ейтиңлар.
Colo UyCyr 3:16  Әйса Мәсиһниң тәлимлири қәлбиңлардин толуқ орун алсун. Бир-бириңларға Худадин кәлгән барлиқ әқил-парасәт билән тәлим бериңлар вә несиһәт қилиңлар. Миннәтдарлиққа толған қәлбиңлар билән Худаға Зәбур мунаҗәтлири, мәдһийә нахшилири вә Муқәддәс Роһниң илһамидин кәлгән ғәзәлләрни ейтиңлар.
Colo UyCyr 3:17  Мәйли силәр немә дәңлар яки немә қилиңлар, һәммисини Рәббимиз Әйса­ниң наминиң улуқлиниши үчүн қилиңлар вә Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа Атимизға шүкүр ейтиңлар.
Colo UyCyr 3:18  Әй аяллар, Рәббимизгә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, шуниңға муна­сип һалда әрлириңларға бойсунуңлар.
Colo UyCyr 3:19  Әй әрләр, аяллириң­ларни сөйүңлар, уларға қаттиқ муамилә қилмаңлар.
Colo UyCyr 3:20  Әй балилар, һәр қандақ ишта ата-анаңларниң сөзини аңлаңлар. Чүнки бу Рәбби­мизни хурсән қилиду.
Colo UyCyr 3:21  Әй атилар, пәрзәнтлириңларға болған муами­лидә уларниң нәпритини қозғап қоймаңлар. Ундақ қилсаңлар пәрзәндиң­лар чүшкүнлишип кетиду.
Colo UyCyr 3:22  Әй қуллар, бу дуниядики ғоҗайинлириңларға һәммә ишта бойсунуң­лар. Буни уларни хурсән қилиш үчүн пәқәт уларниң алдидила әмәс, бәлки һемишәм чин қәлбиңлар вә Рәббимизгә болған чоңқур һөрмитиңлар билән қилиңлар.
Colo UyCyr 3:23  Һәр қандақ иш қилғанда, җан-дил билән қилиңлар. Буни адәмләр үчүн әмәс, Рәббимиз үчүн қилғандәк қилиңлар.
Colo UyCyr 3:24  Есиңларда болсунки, Рәббимиз Өз хәлқигә беришкә вәдә қилған мирасни силәргә соға қилиду. Чүнки силәр һәқиқий ғоҗайиниңлар Рәббимиз Әйса Мәсиһкә хизмәт қиливати­силәр.
Colo UyCyr 3:25  Мәйли ким болушидин қәтъий нәзәр, яман иш қилса, қилған яман ишиға яриша Худаниң җазасиға тартилиду. Чүнки Худа һәммә инсанларға охшаш муамилә қилиду.
Chapter 4
Colo UyCyr 4:1  Әй ғоҗайинлар, қуллириңларға тоғра вә адил муамилә қилиңлар. Чүнки силәрниңму асманда ғоҗайиниңлар барлиғини унтуп қалмаңлар.
Colo UyCyr 4:2  Дуа қилишни тохтатмаңлар. Дуа қилғанда, пүтүн диққитиңлар билән дуа қилиңлар вә Худаға шүкүр ейтиңлар.
Colo UyCyr 4:3  Биз үчүн йәнә шундақ дуа қилиңларки, Худа Өз хәвирини йәткүзүшимизгә йол ечип бәрсун. Шундақ болғанда, Әйса Мәсиһ һәққидики ашкарилиған сирни җакалалаймиз. Мән һазир дәл мошу Хуш Хәвәрни йәткүзүш сәвәвидин кишәнләндим.
Colo UyCyr 4:4  Мениң бу Хуш Хәвәрни қолумдин келишичә ениқ чүшәндүрүшүм үчүнму дуа қилиңлар.
Colo UyCyr 4:5  Әйса Мәсиһкә ишәнмигәнләр билән алақә қилғанда, әқил-параси­тиң­ларни ишлитип, һәр бир пурсәтни қолдин бәрмәй, Хуш Хәвәрни йәткүзүңлар.
Colo UyCyr 4:6  Уларға қилған гәп-сөзлириңлар һемишәм йеқимлиқ, уларниң диққитини тартидиған болсун. Шундақ болғанда, һәр бир адәмгә қандақ йол билән җавап беришни биливалалайсиләр.
Colo UyCyr 4:7  Рәббимиз йолида мән билән биллә хизмәт қиливатқан садиқ хизмәт­кар, сөйүмлүк қериндишим Тикикус мән тоғрилиқ барлиқ ишларни силәргә сөзләп бериду.
Colo UyCyr 4:8  Уни әһвалимизни йәткүзүш вә силәр­ни илһамландуруш үчүн силәрниң алдиңларға әвәтимән.
Colo UyCyr 4:9  Садиқ, сөйүмлүк қериндишимиз һәм жутдишиңлар болған Онесимус­ниму униң билән биргә әвәтимән. Улар бу йәрдә болуватқан һәммә ишни силәргә сөзләп бериду.
Colo UyCyr 4:10  Мән билән биллә зинданда йетиватқан бурадирим Аристархус, шундақла Барнабаниң җийәни Маркустин силәргә салам. (Әгәр Маркус йениңларға берип қалса, уни тапилиғинимдәк күтүвелиң­лар.)
Colo UyCyr 4:11  Юстус дәп атилип кәлгән Исаму силәргә салам ейтти. Худа­ниң Падишалиғи үчүн ишләватқан хизмәтдашлирим ичидә йәһудийлардин болған мәсиһийләр пәқәт мошуларла болуп, улар маңа чоң тәсәлла беришти.
Colo UyCyr 4:12  Әйса Мәсиһниң хизмәткари вә жутдишиңлар болған Епафира­дин силәргә салам. У силәрниң ишәнчтә пишип йетилишиңлар, Худа­ниң пүткүл ирадисигә болған ишәнчиңларда чиң турушуңлар үчүн, һемишәм җан-дили билән дуа қилмақта.
Colo UyCyr 4:13  Униң силәр үчүн һәм Лаодикия вә Һейраполис шәһиридики қериндашлар үчүн көп әҗир сиңдүрүп кәлгәнлиги тоғрисида силәргә гувалиқ беримән.
Colo UyCyr 4:14  Қәдирлик тевип Луқа вә Демасму силәргә салам ейтти.
Colo UyCyr 4:15  Лаодикиядики қериндашларға, болупму Нимфә ханимға вә униң өйидә җәм болидиған мәсиһийләр җамаитигә салам ейтқайсиләр.
Colo UyCyr 4:16  Бу хәт араңларда оқулуп болғандин кейин, Лаодикиядики мәсиһийләр җамаити ичидиму оқулсун. Силәр йәнә Лаодикиядики мәсиһийләр җамаитигә язған хетимниму оқуңлар.
Colo UyCyr 4:17  Аркипусқа шуни ейтиңларки, Худа униңға тапшурған вәзипини чоқум ада қилсун.
Colo UyCyr 4:18  Мәнки Павлус бу ахирқи саламни өз қолум билән йезиватимән. Мениң пут-қоллиримниң кишәнлик екәнлигини унтумаңлар. Худа­ниң меһир-шәпқити силәргә яр болғай!