Toggle notes
Chapter 1
Esth | UyCyr | 1:1 | Төвәндики вақиә падиша Аһашвируш заманида йүз бәргән. Аһашвируш Суза шәһиридики падиша тәхтидә олтирип, Һиндстандин Мисирниң нерисиғичә болған бир йүз жигирмә йәттә өлкигә һөкүмранлиқ қилған еди. | |
Esth | UyCyr | 1:2 | Төвәндики вақиә падиша Аһашвируш заманида йүз бәргән. Аһашвируш Суза шәһиридики падиша тәхтидә олтирип, Һиндстандин Мисирниң нерисиғичә болған бир йүз жигирмә йәттә өлкигә һөкүмранлиқ қилған еди. | |
Esth | UyCyr | 1:3 | У һөкүмранлиғиниң үчинчи жилида барлиқ алий әмәлдарлири билән бәглиригә бир чоң зияпәт бәрди. Зияпәткә Персийә билән Медияниң әскәрбашлири, һәр қайси өлкиләрдики жуқури дәриҗидикиләр вә алий әмәлдарлар келип қатнашти. | |
Esth | UyCyr | 1:4 | Зияпәт алтә ай давамлашти. Падиша бу җәриянда уларға өз империясиниң байлиғи вә өзиниң шан-шәривини намайән қилди. | |
Esth | UyCyr | 1:5 | Арқидинла падиша йәнә Суза шәһиридики һәммә кишиләргә, мәртивисиниң жуқури-төвәнлигигә қаримай, орда гүлзарлиғида йәттә күн зияпәт бәрди. | |
Esth | UyCyr | 1:6 | Мәзкүр гүлзарлиқ ақ вә көк кәндир рәхттин тикилгән пәрдиләр билән безәлгән болуп, бу пәрдиләр мәрмәр таш түврүкләрдики күмүч һалқиларға сөсүн рәңлик кәндир рәхт билән есилған еди. Мәрмәр таш, сәдәп вә түрлүк рәңлик ташлар ятқузулған йәрниң үстигә алтун-күмүчтин ясалған йөләнчүклүк узун орундуқлар қоюлған еди. | |
Esth | UyCyr | 1:7 | Ордидики шараплар бир-биригә охшимайдиған алтун қәдәһләргә қуюлған болуп, падишаниң буйруғи бойичә мәртләрчә тәминләнди. | |
Esth | UyCyr | 1:8 | Падиша орда хизмәткарлириға һәммисиниң халиғанчә шарап ичишигә йол қоюшлирини, амма һеч кимгә зорлимаслиқни буйриди. | |
Esth | UyCyr | 1:9 | Шуниң билән бир вақитта ханиш Вашти падиша Аһашвирушниң ордисида аяллар үчүн һәм зияпәт бәрди. | |
Esth | UyCyr | 1:10 | Чоң зияпәтниң йәттинчи күни падиша шараптин кәйпи чағ болғинида, һозурида хизмәт қилидиған йәттә һәрәмъағисиға, йәни Мәһуман, Бизта, Һарбона, Биғта, Абағта, Зәтар, Кәркәсләргә | |
Esth | UyCyr | 1:11 | ханиш Ваштиға ханишлиқ таҗини кийдүрүп, һозуриға тәклип қилип келишлирини буйриди. Ханиш интайин чирайлиқ аял болғачқа, падиша алий әмәлдарлири билән барлиқ зияпәт әһлигә униң гөзәл җамалини көрсәтмәкчи еди. | |
Esth | UyCyr | 1:12 | Лекин һәрәмъағилири ханиш Ваштиға падишаниң әмрини йәткүзгәндә, у беришни рәт қилди. Буниң билән падиша интайин хапа болуп, ғәзиви өрләп кәтти. | |
Esth | UyCyr | 1:13 | Әшу вақиттики падишаларниң қаидиси бойичә падиша мәлум мәсилиләргә дуч кәлгәндә, қанун вә тәртип-интизамни яхши билидиғанларниң мәслиһитини алатти, шуңа падиша өз заманиниң йетилгән данишмәнлиридин мәслиһәт сориди. | |
Esth | UyCyr | 1:14 | Данишмәнләрдин униң йеқинлири Каршина, Шәтар, Адмата, Таршиш, Мәрәс, Марсина вә Мәмуханлар еди. Улар Персийә вә Медиядики йәттә алий әмәлдар болуп, падиша билән дайим көрүшәләйдиған вә империядә алдинқи орунда туридиған кишиләр еди. | |
Esth | UyCyr | 1:15 | Падиша улардин: — Мәнки падиша Аһашвируш һәрәмъағисини әвәтип, ханиш Ваштиға әмир йәткүзгән едим. Лекин у әмримни орунлимиди. Қанун бойичә уни қандақ бир тәрәп қилиш керәк? — дәп сориди. | |
Esth | UyCyr | 1:16 | Мәмуқан буниңға җававән падиша вә башқа алий әмәлдарларға мундақ деди: — Ханиш Вашти падишаниң алдида әмәс, бәлки падишаниң барлиқ өлкиләрдики алий әмәлдарлириниң, шундақла пүткүл хәлиқләрниң алдидиму хаталиқ өткүзүпту! | |
Esth | UyCyr | 1:17 | Чүнки ханишниң қилған бу иши империямиздики һәммә аялларниң арисиға тарқилиши биләнла, бу иш уларниң өз әрлирини көзигә илмаслиғиға сәвәп болиду. Улар: «Падиша Аһашвируш ханиш Ваштини һозуриға тәклип қилған екән, амма у беришни рәт қипту», дейишиду. | |
Esth | UyCyr | 1:18 | Персийә вә Медиядики әмәлдарларниң ханимлири ханишниң бу ишини аңлиған һаман әрлиригә шундақ муамилә қилишқа башлайду. Буниң билән аилидә мәнситмәслик билән хапилиқ үзүлмәйду. | |
Esth | UyCyr | 1:19 | Әгәр алийлири халисила, буниңдин кейин Вашти падишаниң һозуриға кәлмисун, дәп әмир чүшәргәйла вә бу әмирни яздуруп, Персийә билән Медияниң қануниға өзгәрмәс қилип киргүзгәйла вә алийлири униң ханишлиқ орнини униңдин яхширақ бирсигә бәргәйла. | |
Esth | UyCyr | 1:20 | Падиша әмри чоң империялириниң һәммә җайлириға җакаланғандин кейин, һәммә аяллар өз әрлириниң мәртивисиниң бар-йоқлуғидин қәтъий нәзәр, уларни һөрмәт қилидиған болиду, — деди. | |
Esth | UyCyr | 1:21 | Падиша вә униң алий әмәлдарлири бу пикирни тоғра көрди, шуңа падиша Мәмуқанниң тәкливи бойичә иш қилди. | |
Chapter 2
Esth | UyCyr | 2:1 | Падиша Аһашвирушниң ғәзиви қайтқандин кейин, Вашти вә униң қилғанлири һәм униң үстидин чиқирилған өз буйруғи һәққидә ойлайдиған болди. | |
Esth | UyCyr | 2:2 | Падишаниң мәхсус хизмәткарлири падишаға: — Алийлири үчүн яш вә чирайлиқ қизлар тепип кәлтүрүлсун. | |
Esth | UyCyr | 2:3 | Бу чирайлиқ қизларни Суза шәһиридики һәрәмханиға жиғип келиш үчүн империялириниң һәр қайси өлкилиригә әмәлдарлар тайинлансун. Қизлар орда тоқаллириға җавапкәр һәрәмъағиси Һегайниң башқурушида болсун вә пәдәз мулазимити билән тәминләнсун. | |
Esth | UyCyr | 2:4 | Андин өзлиригә яққан қиз Ваштиниң орниға ханиш болсун, — дәп тәклип бәрди. Бу тәклип падишаға яққачқа, у шундақ қилди. | |
Esth | UyCyr | 2:5 | Суза шәһиридә Мордикай исимлиқ бир йәһудий болуп, у Бинямин қәбилисидин болған Яирниң оғли еди. Яир Шимәйниң оғли, Шимәй болса Кишниң оғли еди. | |
Esth | UyCyr | 2:6 | Бабил падишаси Нәбукәднәсәр Йерусалимдин йәһудийә падишаси Йәконйәни бир топ адәмләр билән биллә әсир қилип елип кәлгәндә, Кишму шуларниң ичидә еди. | |
Esth | UyCyr | 2:7 | Мордикайниң Әстир исимлиқ бир нәврә сиңлиси болуп, униң ибранийчә исми Һадаса еди. У бир гөзәл, келишкән қиз болуп, ата-аниси түгәп кәткәндин кейин Мордикай уни өз қизи қилип беқивелип, чоң қилған еди. | |
Esth | UyCyr | 2:8 | Падишаниң пәрмани билән нурғун қизлар Суза шәһиридики һәрәмханиға кәлтүрүлгәндә, Әстирму ордидики қизларға җавапкәр болған Һегайға тапшурулди. | |
Esth | UyCyr | 2:9 | Әстир Һегайға яқти. Һегай униңға илтипат қилип, дәрһал уни пәдәз мулазимити вә алаһидә йемәкликләр билән тәминлиди. Шундақла у ордидин йәттә кенизәкни униң хизмитини қилишқа таллап, Әстир вә уларға һәрәмханидин әң яхши җайни бәрди. | |
Esth | UyCyr | 2:10 | Әстир өз хәлқи вә уруқ-әҗдади һәққидә һеч кимгә һеч немә ейтмиди, чүнки Мордикай униңға бу тоғрисида еғиз ачмаслиқни буйруған еди. | |
Esth | UyCyr | 2:11 | Мордикай Әстирниң һал-әһвалидин хәвәр елиш вә униңға қандақ муамилә қилиниватқанлиғини билиш үчүн, һәр күни һәрәмхана һойлисиниң әтрапида меңип жүрди. | |
Esth | UyCyr | 2:12 | Рәсмийәт бойичә һәр бир яш қиз падиша Аһашвирушниң һозуриға кириш үчүн, өз новити келиштин бурун алтә ай мурмәкки йеғи билән, алтә ай хуш пурақ әтир вә майлар билән, җәми он икки ай пәдәз қилиниши керәк еди. | |
Esth | UyCyr | 2:13 | Қиз падишаниң һозуриға киргәндә, һәрәмханидин ордиға немини елип кетишни халиса, униңға шу нәрсиләр бериләтти. | |
Esth | UyCyr | 2:14 | Кәчқурун падиша һозуриға киргән қиз әтиси әтигәндә ордидики һәрәмханиниң башқа бир бөлүмигә әвәтиләтти. У һәрәмхана тоқалларни башқурғучи һәрәмъағиси Шаашғазниң назарити астида еди. Пәқәт падишаға яққан, исми атап чақирилған қизла қайтидин униң һозуриға кирәләтти. | |
Esth | UyCyr | 2:15 | Әстирниң, йәни Абиһаил қизиниң (Мордикай беқивалған өзиниң бир нәврә сиңлиси) падиша һозуриға кириш новити кәлгәндә, һәрәмъағиси Һегай униңға немини елиш һәққидә тәклип бәргән болса, шуни алди вә башқа һеч нәрсә соримиди. Әстирни көргәнләрниң һәммиси уни яқтуруп қалатти. | |
Esth | UyCyr | 2:16 | Шундақ қилип, Аһашвируш империясиниң йәттинчи жили онинчи айда, йәни Тәбәт ейида Әстир падиша Аһашвирушниң ордисиға кәлтүрүлди. | |
Esth | UyCyr | 2:17 | Падиша Әстирни барлиқ аяллардин яхши көрди. У падишаниң илтипати вә амрақлиғиға барлиқ қизлардин артуқ сазавәр болғачқа, падиша униң бешиға ханишлиқ таҗини кийдүрүп, Ваштиниң орниға ханиш қилди. | |
Esth | UyCyr | 2:18 | Кәйнидин падиша һәммә алий әмәлдарлири вә бәглиригә Әстирниң шәрипи үчүн бир чоң зияпәт бәрди. Һәммә өлкиләрдә мәйрәм елан қилинди вә мәртлик билән соғилар берилди. | |
Esth | UyCyr | 2:20 | Әстир Мордикайниң тапилиши бойичә өзиниң хәлқи вә уруқ-әҗдади һәққидә йәнила һеч кимгә һеч немә ейтмиди. Әстир Мордикайға униң тәрбийисидики вақтида бойсунғандәк бойсунатти. | |
Esth | UyCyr | 2:21 | Мордикай ордида хизмәт қилған мәзгилдә, орда дәрвазисида күзәтчилик қилидиған Биғтан вә Тәрәш исимлиқ икки һәрәмъағиси болуп, улар падиша Аһашвирушқа интайин ғәзәплинип, уни өлтүрүветишни қәстләп жүрәтти. | |
Esth | UyCyr | 2:22 | Мордикай бу сүйиқәстни билип қелип, ханиш Әстиргә мәлум қилди. Әстир бу ишни Мордикайниң намидин падишаға йәткүзди. | |
Chapter 3
Esth | UyCyr | 3:1 | Бу ишлардин кейин падиша Аһашвируш Агагниң нәслидин болған Һамадатаниң оғли Һаманниң мәртивисини барлиқ әмәлдарларниңкидин жуқури өстүрди. Мәртивә җәһәттә Һаман падиша Аһашвирушниң кәйнидила туратти. | |
Esth | UyCyr | 3:2 | Ордидики пүтүн әмәлдарларниң һәммиси падишаниң буйруғинидәк Һаманниң алдидин өткәндә, униңға егилип тазим қилишатти. Пәқәт Мордикайла егилмәтти һәм тазим қилматти. | |
Esth | UyCyr | 3:3 | Буни көргән ордидики башқа әмәлдарлар униңдин: — Падишаниң әмригә бойсунмиғиниңиз немиси? — дәп сориди. | |
Esth | UyCyr | 3:4 | Улар Мордикайға бу гәпни һәр күни десиму, амма Мордикай уларниң сөзигә қулақ салмиди. Мордикай уларға чүшәндүрүп: — Мән йәһудий, Һаманға тазим қилмаймән, — деди. Шуниң билән улар Һаманниң Мордикайниң бу ишиға йол қойидиған-қоймайдиғанлиғини билип беқиш үчүн, бу гәпни униңға дәп қойди. | |
Esth | UyCyr | 3:6 | У йәнә Мордикайниң йәһудий екәнлигини билиши билән, ялғуз Мордикайниң өзинила җазалаш азлиқ қилидикән дәп қариди. Шуңа у Аһашвируш империясидики пүтүн йәһудийларни, йәни Мордикайниң хәлқини қирип ташлашни планлиди. | |
Esth | UyCyr | 3:7 | Аһашвируш империясиниң он иккинчи жили биринчи айда, йәни Нисан ейида бу планниң әмәлгә ашурулушиға бир күнниң бәлгүлиниши үчүн Һаманниң алдида пур (чәк) тартилди. Чәктә он иккинчи айниң, йәни Адар ейиниң он үчинчи күни, тәхминән бир жилдин кейинки вақит чиқти. | |
Esth | UyCyr | 3:8 | Андин Һаман падиша Аһашвирушқа: — Империялириниң һәммә өлкилиригә чечилип кәткән, шундақла өм яшайдиған бир хәлиқ бар. Уларниң қанунлири башқа хәлиқләрниң қанунлириға охшимайду. Улар империямизниң қанунлириға бойсунмайду. Уларниң яшишиға йол қоюш империямизниң мәнпийитигә пайдисиздур. | |
Esth | UyCyr | 3:9 | Әгәр алийлири халисила, уларни йоқитиш үчүн мәктүп яздурғайла. Мән империямизниң мәмурий хираҗити үчүн ғәзинигә үч йүз атмиш миң кило күмүч тапшурушқа капаләтлик қилимән, — дәп мәлум қилди. | |
Esth | UyCyr | 3:10 | Шуниң билән падиша қошулғанлиғини билдүрүп, өзиниң мөрлүк үзүгини йәһудийларниң дүшмини болған Агагниң нәслидин болған Һамадатаниң оғли Һаманға бәрди. | |
Esth | UyCyr | 3:11 | Падиша униңға: — Бу күмүчләр өзәңгә қалсун. У хәлиқни қандақ қилимән десәң, шундақ қил! — деди. | |
Esth | UyCyr | 3:12 | Шуңа биринчи айниң он үчинчи күни Һаман падишаниң хәтчилирини жиғип, империяниң һәммә өлкилиридики рәислири, бәглири вә алий әмәлдарлириға қарита мәктүп яздурди. Мәктүпләр һәр бир өлкә хәлқиниң өз тил-йезиғида болуп, улар падишаниң намидин йезилди. Шундақла уларға падишаниң мөрлүк үзүги бесилди. | |
Esth | UyCyr | 3:13 | Мәктүпләр чапармәнләр арқилиқ падишаниң қол астидики һәммә өлкиләргә әвәтилди. Мәктүпләрдә: «Он иккинчи айниң, йәни Адар ейиниң он үчинчи күни йәһудийларниң қери-яш, әр-аял вә бала-җақилириниң һәммиси бир күн ичидә қирилсун, өлтүрүлсун, йоқ қилинсун, мал-мүлүклири талан-тараҗ қилинсун», дәп йезилған еди. | |
Esth | UyCyr | 3:14 | Һәммә адәмниң шу күни тәйяр болуп туруши үчүн, мәктүпниң көчүрмә нусхиси һәр қайси өлкиләрдә пәрман болуп, һәммә пухраларға алдин елан қилинмақчи болди. | |
Chapter 4
Esth | UyCyr | 4:1 | Мордикай бу ишлардин хәвәр тапқандин кейин интайин қайғуруп, кийимлирини житип, матиға йөгинип, бешиға күл чечип, Суза шәһирини айлинип жүрүп, наһайити қаттиқ аһу-пәрият көтәрди. | |
Esth | UyCyr | 4:2 | У орда дәрвазисиға келип, тохтап қалди. Чүнки бәлгүлимә бойичә матиға йөгәнгән кишиләр ордиға киргүзүлмәтти. | |
Esth | UyCyr | 4:3 | Падишаниң пәрмани қайси өлкигә йетип кәлсә, у йәрдики йәһудийлар қайғуруп, налә-пәрият қилишти. Улар роза тутуп, көз йеши қилип, һаза тутушти, нурғун кишиләр матиға йөгинип, күлгә милинип йетишти. | |
Esth | UyCyr | 4:4 | Әстирниң хизмитини қилидиған кенизәкләр билән һәрәмъағилири Мордикай һәққидә Әстиргә хәвәр йәткүзгәндә, у интайин беарам болуп, Мордикайға кийим-кечәкләрни әвәтип, униң матини ташлаветишини тәләп қилди. Лекин Мордикай қобул қилмиди. | |
Esth | UyCyr | 4:5 | Әстирниң хизмитигә тайинланған падишаниң Һатак исимлиқ бир һәрәмъағиси бар еди. Әстир уни чақиртип, Мордикайниң йениға берип, зади немә ишниң уни қийнаватқанлиғини вә немишкә ундақ болғанлиғини билип келишкә әвәтти. | |
Esth | UyCyr | 4:7 | Мордикай йүз бәргән ишларни униңға бир-бирләп ейтип бәрди, шундақла Һаманниң йәһудийларни йоқитиш үчүн дөләт ғәзинисигә қанчилик пул сәдиқә қилишни вәдә қилғанлиғиниму деди. | |
Esth | UyCyr | 4:8 | Мордикай униңға йәнә Сузада елан қилинған йәһудийларни йоқитиш тоғрисидики пәрманидин бир нусха бәрди. Мордикай униң бу пәрманни Әстиргә тапшуруп беришини һәм Әстиргә әһвални чүшәндүрүп, униң падишаға ялвуруп, өз хәлқиниң бир қошуқ қенини тилишини тәләп қилди. | |
Esth | UyCyr | 4:11 | — Падиша ордисида хизмәт қиливатқанлар вә падишаниң қол астидики хәлиқлири шуни билидуки: Әр яки аял болушидин қәтъий нәзәр, қайси бир киши чақирилмай ичкирики һойлиға — падишаниң һозуриға кирсә, қанун бойичә өлтүрүлиду. Пәқәт падиша униңға қолидики алтун сәлтәнәт һасисини узитип қалса, у тирик қалиду. Мени болса падиша чақирмиғили бир ай болди. | |
Esth | UyCyr | 4:13 | Мордикай Әстиргә мундақ җавап әвәтти: — Йәһудийларниң һәммиси өлтүрүлидиған йәрдә сән һәргизму «ордида яшиғанлиғим үчүн аман қалимән» дәп ойлимиғин. | |
Esth | UyCyr | 4:14 | Әгәр мошу вақитта сән сүкүт қилсаң, йәһудийларға башқа җайдин ярдәм келиду, улар қутулуп қалиду, лекин сән пүтүн уруқ-җамаитиң билән қошулуп өлисән. Ким билиду, бәлким сән мошу вақитлар үчүн ханишлиқ мәртивисигә еришкәндурсән? | |
Esth | UyCyr | 4:16 | — Сиз берип, Суза шәһиридики барлиқ йәһудийларни жиғиң, силәр мән үчүн роза тутуңлар, үч кечә-күндүз һеч нәрсә йемәңлар, һеч нәрсә ичмәңлар. Мәнму кенизәклирим билән шундақ қилимән. Андин мән қанунға хилап болсиму, падишаниң алдиға киримән. Буниң үчүн өлсәмму мәйли. | |
Chapter 5
Esth | UyCyr | 5:1 | Үчинчи күни Әстир шаһанә кийимини кийип, ординиң ичкирики һойлиға, йәни падишаниң тәхти қоюлған падиша ханиси удулидики һойлиға кирди. Падиша өз ханисидики ишикниң удулидики тәхтидә олтиратти. | |
Esth | UyCyr | 5:2 | Падиша ханиш Әстирниң ичкирики һойлида турғинини көрүп, ханиш униң нәзәридә илтипат тапқачқа, алтун сәлтәнәт һасисини униңға узатти. Шуниң билән Әстир униң алдиға берип, һасиниң учини тутти. | |
Esth | UyCyr | 5:3 | Падиша униңдин: — Әй ханиш Әстир! Немә болди? Немә тәливиң бар? Һәтта империямниң йеримини тәләп қилсаңму, у саңа берилиду, — деди. | |
Esth | UyCyr | 5:4 | — Әгәр алийлири халисила, бүгүн Һаман билән биргә сили үчүн тәйярлиған зияпитимгә кәлгәйла, — деди Әстир падишаға. | |
Esth | UyCyr | 5:5 | Падиша: — Әстирниң тәләп қилғинидәк, Һаманни дәрһал елип келиңлар, — деди. Шундақ қилип, падиша зияпәткә Һаман билән биллә барди. | |
Esth | UyCyr | 5:6 | Шарап ичиливатқанда, падиша Әстирдин йәнә: — Илтимасиң немә? Илтимасиң орунлиниду. Немә тәливиң бар? Һәтта империямниң йеримини тәләп қилсаңму, у саңа берилиду, — деди. | |
Esth | UyCyr | 5:7 | — Мениң илтимасим вә тәливим шуки: Әгәр мән алийлириниң илтипатиға муйәссәр болсам, алийлири халисила, әтә өзлири Һаман билән биргә иккилири үчүн тәйярлиған зияпитимгә қатнишип бәргәйла. Шу чағда силиниң сориғанлириға җавап берәй, — деди Әстир. | |
Esth | UyCyr | 5:8 | — Мениң илтимасим вә тәливим шуки: Әгәр мән алийлириниң илтипатиға муйәссәр болсам, алийлири халисила, әтә өзлири Һаман билән биргә иккилири үчүн тәйярлиған зияпитимгә қатнишип бәргәйла. Шу чағда силиниң сориғанлириға җавап берәй, — деди Әстир. | |
Esth | UyCyr | 5:9 | Һаман зияпәттин көңли хуш қайтти. Лекин у орда дәрвазиси алдидин өткинидә, Мордикайниң у йәрдә орнидин мидирлимай олтарғинини, өзидин бир азму әймәнмигәнлигини көрүп интайин ғәзәпләнди. | |
Esth | UyCyr | 5:10 | Лекин у ғәзивини бесивелип, өйигә қайтип, ағинилирини чақиртти вә аяли Зәрәшниму кәлтүрди. | |
Esth | UyCyr | 5:11 | Һаман уларға өзиниң чәксиз байлиғи вә пәрзәнтлириниң көплүги һәққидә по атти, шундақла падишаниң униң мәртивисини қандақ өстүрүп, барлиқ алий әмәлдарлар билән бәгләрдин жуқури қилғанлиғини ағзи ағзиға тәгмәй сөзлиди. | |
Esth | UyCyr | 5:12 | Һаман йәнә: — Булардин башқа ханиш Әстир бәргән зияпәткә падиша билән мәндин башқа һеч ким тәклип қилинмапту. У йәнә падиша билән мени әтики зияпәткә тәклип қилди! | |
Esth | UyCyr | 5:13 | Бирақ мән қачанла һелиқи йәһудий Мордикайниң орда дәрвазиси алдида олтарғинини көрсәм, бу ишларниң һәммисиниң маңа һеч бир әһмийәтсиз екәнлигини һис қилимән, — деди. | |
Esth | UyCyr | 5:14 | Униң аяли вә ағинилири униңға: — Сиз буйруқ чүширип, оттуз йәттә гәз егизликтә бир дар тәйярлитиң вә әтә әтигәндә падишадин Мордикайни дарға есишни тәләп қилиң. Шундақ қилғанда, зияпәткә хошал-хорам барисиз, — дәп тәклип беришти. Һаман буни яхши мәслиһәт дәп билип, егиз бир дар тәйярлатти. | |
Chapter 6
Esth | UyCyr | 6:1 | Шу күни кәчтә падишаниң уйқуси кәлмигәчкә, империяниң хатирә дәптирини алдуруп оқутти. | |
Esth | UyCyr | 6:2 | Хатирә дәптәрниң: «Мордикай падишани йошурун өлтүрүш һәққидики бир сүйиқәстни паш қилған, бу сүйиқәстни орда дәрвазисини күзәт қилидиған Биғтан билән Тәрәш исимлиқ икки һәрәмъағиси планлиған», дәп йезилған йеригә кәлгәндә, | |
Esth | UyCyr | 6:3 | падиша: — Бу иш үчүн Мордикай қандақ мукапатланди, униңға қандақ иззәт-һөрмәт көрситилди? — дәп сориди. Падишаниң хизмәткарлири: — Униңға һеч нәрсә берилмәпту, — дәп җавап беришти. | |
Esth | UyCyr | 6:4 | — Орда һойлисида ким бар? — дәп сориди падиша. Бу чағда Һаман Мордикайни яситип қойған дарға есишқа падишадин иҗазәт сораш үчүн орда һойлисиға әндила киргән еди. | |
Esth | UyCyr | 6:5 | Шуңа падишаниң хизмәткарлири униңға: — Һойлида Һаман туриду, — дәп җавап бәрди. — Уни киргүзүңлар! — деди падиша. | |
Esth | UyCyr | 6:6 | Һаман киргәндә, падиша униңдин: — Падиша иззәт-һөрмәт көрсәтмәкчи болған кишигә немә қилинса болиду? — дәп сориди. Һаман өз көңлидә: «Падиша мәндин башқа кимгиму иззәт-һөрмәт көрситәр еди», дәп ойлиди | |
Esth | UyCyr | 6:7 | вә падишаға: — Падишайимиз иззәт-һөрмәт көрсәтмәкчи болған киши үчүн өзлири кийгән шаһанә кийим, өзлири мингән таҗа тақалған ат елип келинсун. | |
Esth | UyCyr | 6:8 | вә падишаға: — Падишайимиз иззәт-һөрмәт көрсәтмәкчи болған киши үчүн өзлири кийгән шаһанә кийим, өзлири мингән таҗа тақалған ат елип келинсун. | |
Esth | UyCyr | 6:9 | Андин падишаниң әң һөрмәтлик алий әмәлдарлиридин бири у кишигә шаһанә кийим кийдүрүп, уни атқа миндүрүп, шәһәр мәйданини айландуруп: «Қараңлар! Падиша иззәт-һөрмәт көрсәтмәкчи болған киши мана мошундақ қилиниду», дәп униң алдида җар салсун, — деди. | |
Esth | UyCyr | 6:10 | Шундақ қилип, падиша Һаманға: — Дәрһал шаһанә кийим билән атни кәлтүрүп, һазирқи дегиниң бойичә орда дәрвазиси алдида олтарған йәһудий Мордикайға шундақ қил! Ейтқанлириңдин бирәрсиму кам қилинмисун! — дәп буйриди. | |
Esth | UyCyr | 6:11 | Һаман шаһанә кийим билән атни кәлтүрди. Мордикайға шаһанә кийим кийдүрүп, атқа миндүрди вә уни шәһәр мәйданиға елип берип айландуруп: — Қараңлар! Падиша иззәт-һөрмәт көрсәтмәкчи болған киши мана мошундақ қилиниду, — дәп униң алдида җар салди. | |
Esth | UyCyr | 6:12 | Шуниңдин кейин Мордикай ордидики вәзиписини давамлаштурушқа қайтип кәлди. Һаман болса бешини чүмкәп, ғәмкин һалда дәрһал өйигә қайтип кәтти. | |
Esth | UyCyr | 6:13 | У өзи дуч кәлгән ишларни аяли Зәрәшкә вә барлиқ ағинилиригә бир-бирләп сөзләп бәрди. Аяли вә мәслиһәтчилири униңға: — Сиз йеңилип қелишқа башлиған Мордикай йәһудий нәслидин болғачқа, униңға тақабил туралмайсиз, сиз униң көз алдида чоқум йеңилип қалисиз, — деди. | |
Chapter 7
Esth | UyCyr | 7:1 | Шуниң билән падиша Һаман билән биллә Әстирниң зияпитигә барди. Шарап ичиливатқанда, падиша Әстирдин йәнә: — Әй ханиш Әстир! Илтимасиң немә? Илтимасиң орунлиниду. Немә тәливиң бар? Һәтта империямниң йеримини тәләп қилсаңму, у саңа берилиду, — деди. | |
Esth | UyCyr | 7:2 | Шуниң билән падиша Һаман билән биллә Әстирниң зияпитигә барди. Шарап ичиливатқанда, падиша Әстирдин йәнә: — Әй ханиш Әстир! Илтимасиң немә? Илтимасиң орунлиниду. Немә тәливиң бар? Һәтта империямниң йеримини тәләп қилсаңму, у саңа берилиду, — деди. | |
Esth | UyCyr | 7:3 | Әстир: — Әгәр мән алийлириниң илтипатиға муйәссәр болған болсам, алийлири халисила, илтимасим үчүн җенимни қутулдурғайла. Тәливим үчүн хәлқимниң һаятини сақлиғайла. | |
Esth | UyCyr | 7:4 | Мән вә хәлқим қирилип, өлтүрүлүп, йоқ қилинишқа сетилип кәттуқ. Әгәр биз пәқәт қул вә хизмәткарлиққа сетилип кәткән болсақ, мән сүкүт қилар едим, чүнки бизниң азап-оқубәт тартишимиз падишаға елип келидиған көңүлсизлик билән селиштурғанда һеч гәп әмәс, — дәп җавап бәрди. | |
Esth | UyCyr | 7:5 | У вақитта падиша Аһашвируш ханиш Әстирдин: — У ким екән? Бундақ қилишқа җүръәт қилалайдиған киши қәйәрдә екән? — дәп сориди. | |
Esth | UyCyr | 7:6 | — Бизниң әшәддий дүшминимиз дәл бу яман Һаманниң өзи! — дәп җавап бәрди Әстир. Һаман падиша вә ханиш алдида титирәп кәтти. | |
Esth | UyCyr | 7:7 | Падиша ғәзәп билән орнидин туруп, зияпәтханидин орда гүлзарлиғиға чиқип кәтти. Һаман падишаниң өзини бош қоювәтмәйдиғанлиғини билип, ханиш Әстирдин бир қошуқ қенини тиләш үчүн қалди. | |
Esth | UyCyr | 7:8 | Падиша орда гүлзарлиғидин зияпәтханиға қайтип киргинидә, Һаман ханиш Әстир янпашлап ятқан узун орундуққа өзини ташлап ятатти. Падиша: — Мән туруқлуқ, у мениң ордамда ханишқа әдәпсизлик қиливатамду немә? — дәп вақириди. Падиша шундақ дейиши биләнла һәрәмъағилири Һаманниң баш-көзини чүмкәп, уни өлтүрүшкә тәйяр болди. | |
Esth | UyCyr | 7:9 | Падишаниң алдида туруватқан һәрәмъағилиридин Һарбона исимлиқ бирси: — Һаман алийлириниң һаятини қутқузған Мордикайни есиш үчүн оттуз йәттә гәз егизликтә ясатқан дар униң һойлисида туриду! — деди. — Униңға Һаманниң өзини есиңлар! — дәп әмир қилди падиша. | |
Chapter 8
Esth | UyCyr | 8:1 | Шу күни падиша Аһашвируш йәһудийларниң дүшмини Һаманниң пүтүн өй-җай, мал-мүлкини ханиш Әстиргә бәрди. Мордикайниң падишаниң һозуриға киришигә иҗазәт берилди. Чүнки Әстир падишаға униң өз туққини екәнлигини ейтип бәргән еди. | |
Esth | UyCyr | 8:2 | Падиша Һамандин тартивелинған мөрлүк үзүкни Мордикайға бәрди. Әстир Мордикайға Һаманниң өй-җай, мал-мүлкини башқурушни һавалә қилди. | |
Esth | UyCyr | 8:3 | Әстир йәнә падишаниң айиғиға жиқилип, жиғлап туруп, униңдин Агагниң нәслидин болған Һаманниң йәһудийларниң нәслини йоқитиш сүйиқәстини бекар қилишини ялвуруп сориди. | |
Esth | UyCyr | 8:4 | Падиша Әстиргә алтун сәлтәнәт һасисини узатқан еди, Әстир падишаниң алдида орнидин туруп: | |
Esth | UyCyr | 8:5 | — Әгәр мән алийлириниң илтипатиға муйәссәр болған болсам, алийлири тоғра тепип, мәндин мәмнун болсила, алийлири халисила, бир әмир чүширип, Агагниң нәслидин болған Һамадатаниң оғли Һаманниң империялириниң һәммә өлкилиридики йәһудийларни йоқитиш үчүн яздурған мәктүплирини бекар қилғайла. | |
Esth | UyCyr | 8:6 | Мән хәлқимниң йоқитилишиға, туққанлиримниң қирилишиға қандақму чидап туралаймән? — деди. | |
Esth | UyCyr | 8:7 | Падиша Аһашвируш ханиш Әстир билән йәһудий Мордикайға мундақ деди: — Һаман йәһудийларни қирип ташлимақчи болғанлиғи үчүн, уни дарға астурдум вә мал-мүлкини Әстиргә бәрдим. | |
Esth | UyCyr | 8:8 | Әнди халиғиниңларчә, мениң намимда йәһудийларға мәктүп йезип, мөрлүк үзүгүмни бесиңлар. Шуни есиңларда тутуңларки, падишаниң намидин йезилип, падишаниң мөрлүк үзүги бесилған һәр қандақ мәктүп бекар қилинмайду. | |
Esth | UyCyr | 8:9 | Шуниң билән үчинчи айниң, йәни Шиван ейиниң жигирмә үчинчи күни Мордикай падишаниң хәтчилирини жиғип, йәһудийларға вә Һиндстандин Мисирниң нерисиғичә болған империяниң җәми бир йүз жигирмә йәттә өлкисидики рәислири, бәглири вә әмәлдалириға қарита мәктүп яздурди. Мәктүпләр һәр бир өлкиниң өз тил-йезиғида, шундақла йәһудийларниң тил-йезиғида йезилди. | |
Esth | UyCyr | 8:10 | Мордикай падиша Аһашвирушниң намидин яздурған бу мәктүпләргә униң мөрлүк үзүгини бастурди вә уларни ордидики чапқур атларға мингән чапармәнләр арқилиқ тарқатти. | |
Esth | UyCyr | 8:11 | Мәзкүр мәктүпләрдә падиша һәр қайси шәһәрләрдики йәһудийларниң өзини қоғдаш үчүн бирлишишигә иҗазәт бәргән. Йәһудийларниң өзлиригә һуҗум қилмақчи болған һәр қандақ милләт вә өлкидин болған адәмләрни вә уларниң хотун-балилирини қиришиға, өлтүрүшигә, йоқ қилишиға вә уларниң мал-мүлүклиригә егә болушиға рухсәт берилгән. | |
Esth | UyCyr | 8:12 | Бу иш пүтүн өлкиләрдә он иккинчи айниң, йәни Адар ейиниң он үчинчи күни, йәни әслидә йәһудийларни қирғин қилишқа бәлгүләнгән күни, бир күн ичидә иҗра қилинсун, дәп бәкитилди. | |
Esth | UyCyr | 8:13 | Бу мәктүпниң көчүрмә нусхиси барлиқ өлкиләрдә пәрман болуп җакалинидиған вә һәммә адәмгә уқтурулидиған болди. Шундақ болғанда, йәһудийлар дүшмәнлиридин шу күни интиқам елишқа тәйяр болалатти. | |
Esth | UyCyr | 8:14 | Чапармәнләр ордидики чапқур атларға минип падишаниң буйруғи бойичә җиддий атланди, Суза шәһиридиму бу пәрман елан қилинди. | |
Esth | UyCyr | 8:15 | Мордикай ақ вә көк шаһанә кийимни кийип, кәндир жиптин тоқулған сөсүн рәң йәңсиз йепинчисини йепинип, чоң алтун таҗини тақап, падишаниң һозуридин чиқти. Суза шәһири хошаллиқ тән-тәнилиригә чөмди. | |
Esth | UyCyr | 8:16 | Йәһудийларға нисбәтән бу чағ бәхит-саадәткә еришкән, шат-хорамлиқ вә иззәт-һөрмәткә толған чағ болди. | |
Chapter 9
Esth | UyCyr | 9:1 | Он иккинчи айниң, йәни Адар ейиниң он үчинчи күни кәлди. Бу падишаниң пәрманиниң орунлинидиған күни, шундақла йәһудийларниң дүшмәнлири уларниң үстидин ғалип келишкә үмүт бағлиған күн еди. Әксичә бу күндә йәһудийлар уларниң үстидин ғалибә қилди. | |
Esth | UyCyr | 9:2 | Йәһудийлар өзлиригә зиянкәшлик қилғучиларға қарши туруш үчүн падиша Аһашвирушниң пүтүн өлкилиридики өзлири турушлуқ шәһәрләрдә жиғилишти. Җайлардики хәлиқләр улардин қорқушатти. Шуңа уларға һеч ким қаршилиқ көрситәлмиди. | |
Esth | UyCyr | 9:3 | Пүтүн өлкиләрниң рәислири, алий әмәлдарлири, бәглири вә орда ишлириға җавапкәр хадимлар Мордикайдин қорққачқа, йәһудийларға ярдәм беришти. | |
Esth | UyCyr | 9:4 | Чүнки Мордикайниң һоқуқ даириси барғансири кәңийиш билән у ордида интайин абройлуқ болуп, униң нам-шөһрити барлиқ өлкиләргә тарқалған еди. | |
Esth | UyCyr | 9:5 | Шуңа йәһудийлар өз дүшмәнлиригә халиғинини қилди. Улар дүшмәнлирини қилич билән қирип йоқатти. | |
Esth | UyCyr | 9:7 | Уларниң ичидә йәһудийларниң әшәддий дүшмини Һамадатаниң оғли болған Һаманниң он оғлиму, йәни Паршандата, Далпун, Аспата, Пората, Адаля, Аридата, Пармашта, Арсай, Аридай вә Вайзаталарму бар еди. Йәһудийлар дүшмәнлирини өлтүрди, лекин уларниң һеч қандақ мал-мүлкини олҗа алмиди. | |
Esth | UyCyr | 9:8 | Уларниң ичидә йәһудийларниң әшәддий дүшмини Һамадатаниң оғли болған Һаманниң он оғлиму, йәни Паршандата, Далпун, Аспата, Пората, Адаля, Аридата, Пармашта, Арсай, Аридай вә Вайзаталарму бар еди. Йәһудийлар дүшмәнлирини өлтүрди, лекин уларниң һеч қандақ мал-мүлкини олҗа алмиди. | |
Esth | UyCyr | 9:9 | Уларниң ичидә йәһудийларниң әшәддий дүшмини Һамадатаниң оғли болған Һаманниң он оғлиму, йәни Паршандата, Далпун, Аспата, Пората, Адаля, Аридата, Пармашта, Арсай, Аридай вә Вайзаталарму бар еди. Йәһудийлар дүшмәнлирини өлтүрди, лекин уларниң һеч қандақ мал-мүлкини олҗа алмиди. | |
Esth | UyCyr | 9:10 | Уларниң ичидә йәһудийларниң әшәддий дүшмини Һамадатаниң оғли болған Һаманниң он оғлиму, йәни Паршандата, Далпун, Аспата, Пората, Адаля, Аридата, Пармашта, Арсай, Аридай вә Вайзаталарму бар еди. Йәһудийлар дүшмәнлирини өлтүрди, лекин уларниң һеч қандақ мал-мүлкини олҗа алмиди. | |
Esth | UyCyr | 9:12 | падиша ханиш Әстиргә: — Йәһудийлар ялғуз Суза шәһиридила бәш йүз адәм өлтүрүпту. Өлтүрүлгәнләрниң ичидә Һаманниң он оғлиму бар екән, империяниң башқа өлкилиридә йәнә немә ишлар қилғандур? Әнди илтимасиң немә? Илтимасиң орунлиниду. Йәнә немә тәливиң бар? Дегиниң болиду, — деди. | |
Esth | UyCyr | 9:13 | Әстир: — Алийлири халисила, Сузадики йәһудийларниң әтиму бүгүнки пәрман бойичә иш қилишиға иҗазәт бәргәйла һәм Һаманниң он оғлиниң җәсәтлирини дарға астурғайла, — дәп җавап бәрди. | |
Esth | UyCyr | 9:14 | Падиша шу бойичә пәрман чүшәрди вә бу пәрман Сузада җакаланди. Һаманниң он оғлиниң җәсәтлири дарға есилди. | |
Esth | UyCyr | 9:15 | Адар ейиниң он төртинчи күни Сузадики йәһудийлар йәнә бир қетим җәм болуп, Сузада үч йүз адәмни қирди. Лекин улар охшашла мал-мүлкини олҗа алмиди. | |
Esth | UyCyr | 9:16 | Адар ейиниң он үчинчи күни империяниң һәр қайси өлкилиридики башқа йәһудийларму жиғилишип өзлирини қоғдашқан еди. Өзлиригә өчмәнлик қилған йәтмиш бәш миң кишини өлтүрүп, арам тапқан еди. Лекин мал-мүлүккә қол тәккүзмигән еди. | |
Esth | UyCyr | 9:18 | Сузадики йәһудийлар болса Адар ейиниң он үчинчи, он төртинчи күнлири жиғилишип өзлирини қоғдашти. Он бәшинчи күни дәм алди һәм бу күнни хошаллиқ зияпити күни қилип бәлгүлиди. | |
Esth | UyCyr | 9:19 | Шуңа кичик йеза-кәнтләрдә туридиған йәһудийлар Адар ейиниң он төртинчи күнини хошаллиқ зияпити беридиған арам елиш күни қилип, бир-биригә соғилар тәғдим қилишидиған болди. | |
Esth | UyCyr | 9:20 | Мордикай бу ишларни хатириләп, пүтүн Аһашвируш империясиниң жирақ-йеқин өлкилиридики йәһудийларға мәктүп йезип әвәтип, | |
Esth | UyCyr | 9:21 | уларниң һәр жили Адар ейиниң он төртинчи вә он бәшинчи күнини һейт күни қилишлирини буйриди. | |
Esth | UyCyr | 9:22 | Бу күнләр йәһудийларниң дүшмәнлиридин арам тапқан күнләр, бу ай йәһудийларниң қайғулири шатлиққа, муң-зарлири хошаллиққа айланған ай еди. Уларниң бу күнләрни зияпәтләр бериш билән өткүзүп, өз ара, шундақла кәмбәғәлләргә соғилар беришлири буйрилди. | |
Esth | UyCyr | 9:23 | Буниң билән йәһудийлар Мордикайниң өзлиригә йезип қалдурғини бойичә иш қилди вә башлиған бу һейтни давамлаштурушни қарар қилишти. | |
Esth | UyCyr | 9:24 | Йәһудийларниң әшәддий дүшмини Агагниң нәслидин болған Һамадатаниң оғли Һаман йәһудийларни йоқитиш сүйиқәстини планлиған еди. У йәһудийларни йоқитиш үчүн пур (чәк) тартиш арқилиқ бир күнни бәлгүлигән еди. | |
Esth | UyCyr | 9:25 | Лекин Һаманниң сүйиқәсти падишаниң қулиғиға йәткәндә, падиша Һаманниң өзи планлиған йәһудийларға зиянкәшлик қилиш плани униң өз бешиға кәлсун, дәп әмир яздурған еди. Шуниң билән Һаман һәм униң оғуллириниң һәммиси дарға есилған еди. | |
Esth | UyCyr | 9:26 | Һаман тартқан чәк «пур» дәп аталғачқа, йәһудийлар хатирилигән бу күнләрму «пурим» дәп аталди. Йәһудийлар Мордикай язған мәктүп, өзлириниң көргәнлири вә бешидин өткүзгәнлири сәвәвидин | |
Esth | UyCyr | 9:27 | өзлири, әвлатлири вә улар билән бирләшкән кишиләр үчүн бир әнъәнә бәлгүләп, Мордикайниң йезип қалдурғини бойичә һәр жили бу икки күнни хатириләшни қарар қилди. | |
Esth | UyCyr | 9:28 | Улар һәм бу күнләр империяниң һәр бир өлкә вә шәһәрлиридә, һәммә аилиләрдә хатирилиниши вә әвлаттин әвлатқичә давамлишиши керәк, бу күнләрниң йәһудийлар арисида хатирилиниши һеч қачан тохтап қалмаслиғи, шундақла йүз бәргән ишлар әвлатлар тәрипидин һәргиз унтулуп қалмаслиғи керәк, дәп қарар қилди. | |
Esth | UyCyr | 9:29 | Абиһаилниң қизи ханиш Әстирму йәһудий Мордикай бурун язған мәктүптәк бир парчә мәктүп йезип, ханишлиқ һоқуқи билән Пурим мәйримини өткүзүшни қоллиди. | |
Esth | UyCyr | 9:30 | Бу мәктүпләр падиша Аһашвируш һакимийити астидики бир йүз жигирмә йәттә өлкидики пүтүн йәһудийларға йезилған еди. Мәктүпләрдә йәһудийларға теч-аманлиқ тиләнгән еди. | |
Esth | UyCyr | 9:31 | Бу мәктүпләр Пурим мәйримини бәлгүлиди. Бу мәйрәмниң һәр жили бәлгүләнгән күнләрдә хатирилинишини йәһудий Мордикай билән ханиш Әстир оттуриға қойди. Хәлиқләр худди өзлири вә әвлатлири үчүн роза тутуш вә қарилиқ тутуш вақтини бәлгүләшни қарар қилғандәк, бу мәйрәмни өткүзүшниму қарар қилди. | |
Chapter 10
Esth | UyCyr | 10:1 | Падиша Аһашвируш өз империясиниң пүтүн йәрлиридин, һәтта оттура деңизғичә болған җайлардин алван жиғатти. | |
Esth | UyCyr | 10:2 | Униң күч-қудрити, паалийәтлири вә Мордикайни қандақ өстүрүп, мәртивигә чиқарғанлиғи Персийә вә Медия падишалириниң хатирә дәптиригә йезилған еди. | |