Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
JAMES
Up
1 2 3 4 5
Chapter 1
Jame UyCyr 1:1  Худаниң вә Рәббимиз Әйса Мәсиһниң хизмәткари болған мәнки Яқуптин дунияниң нурғун җайлириға тарқалған Әйса Мәсиһкә ишинидиған йәһудийларға салам.
Jame UyCyr 1:2  Қериндашлар, һәр хил синақларға дуч кәлгәндә, уни зор хошаллиқ дәп билиңлар.
Jame UyCyr 1:3  Чүнки силәргә мәлумки, бундақ синақлар арқилиқ ишән­чиңлар синилип, чидамлиқ болисиләр.
Jame UyCyr 1:4  Шуңа һәр қандақ синақларға бәрдашлиқ берип, чидамлиғиңларни йетилдүрүңлар. Шундақ қилсаңлар, Худаниң күткинидәк ишәнчидә пишқан, кам-котисиз адәмләрдин болисиләр.
Jame UyCyr 1:5  Әгәр араңлардики бири синақларға дуч келип, уларни қандақ һәл қилишни билмәй қалса, Худадин әқил-парасәт тилисун. Шундила униңға еришиду. Чүнки Худа әқил-парасәт тилигән һәммә адәмгә мәртлик билән уни бериду. Худа уларниң бундақ тиләклири үчүн уларни әйиплимәйду.
Jame UyCyr 1:6  Бирақ у әқил-парасәт тилигәндә, Худадин қилчиму гуманланмай, толуқ ишәнч билән тили­ши керәк. Чүнки гуманланған киши худди деңиз долқуниға охшаш шамал чиқсила тәвринип кетиду.
Jame UyCyr 1:7  Бундақ киши өзиниң барлиқ ишлирида беқарар вә турақсиз келиду, шуңа бундақ адәм Худадин тилигән нәрсилиригә еришимән, дәп ойлимисун.
Jame UyCyr 1:8  Бундақ киши өзиниң барлиқ ишлирида беқарар вә турақсиз келиду, шуңа бундақ адәм Худадин тилигән нәрсилиригә еришимән, дәп ойлимисун.
Jame UyCyr 1:9  Намрат мәсиһийләр Худаниң алдида өзлириниң наһайити қим­мәт­лик екәнлигидин хошал болсун. Бай мәсиһийләр Худаниң өзлири­ни кәмтар тутқузғанлиғидин хошал болсун. Чүнки улар шуни билсунки, уларниң бу дуниядики һаяти худди явайи от-чөпләрдики чечәкләрдәк тез ахирлишиду.
Jame UyCyr 1:10  Намрат мәсиһийләр Худаниң алдида өзлириниң наһайити қим­мәт­лик екәнлигидин хошал болсун. Бай мәсиһийләр Худаниң өзлири­ни кәмтар тутқузғанлиғидин хошал болсун. Чүнки улар шуни билсунки, уларниң бу дуниядики һаяти худди явайи от-чөпләрдики чечәкләрдәк тез ахирлишиду.
Jame UyCyr 1:11  Күн қизиғанда бу от-чөпләр қуруп, уларниң чечәк­лири тозуп кетидудә, гөзәллиги йоқитилиду. Бай адәмләр худди шуниң­ға охшаш өз һәләкчилигидә йоқилиду.
Jame UyCyr 1:12  Синақларға сәвирчанлиқ билән бәрдашлиқ бәргән киши нәқәдәр бәхитлик, һә! Чүнки у синақтин өткәндин кейин, Худа Өзини сөйгән­ләргә вәдә қилған мәңгүлүк һаят таҗиға муйәссәр болиду.
Jame UyCyr 1:13  Аздуру­лушқа дуч кәлгән адәм «Худа мени аздуруватиду», дәп ойлимисун. Чүнки Худа аздурулмайду һәм башқиларни аздурмайду.
Jame UyCyr 1:14  Кимду-ким өз һәвәслириниң кәйнигә кирсә, у азиду.
Jame UyCyr 1:15  Бундақ адәмниң һәвәслири уни гунаға башлайду. Гуна униңда өсүп йетилсә, уни мәңгүлүк өлүмгә елип бариду.
Jame UyCyr 1:16  Шуңа, қәдирлик қериндашлирим, алдинип қалмаңлар!
Jame UyCyr 1:17  Һәр қандақ есил вә кам-котисиз илтипат Худадин келиду. Асмандики пүткүл йоруқлуқларни яратқан Худа йоруқлуқтин пәйда болған көләңгиләрдәк өзгиришчан әмәс.
Jame UyCyr 1:18  Худа Өз ирадиси бойичә бизни һәқиқәттин ибарәт болған сөзи арқилиқ йеңи һаятқа ериштүрди. Буниң билән худди дәсләпки һосулниң мевиси Худаға аталғинидәк, биз мәсиһийләр пүткүл инсанлар ичидә тунҗа болуп Худаға аталдуқ.
Jame UyCyr 1:19  Қәдирлик қериндашлирим, шуни есиңларда тутуңларки, һәр ким аңлашта зерәк болсун, сөзләштә алдиримисун, асан ғәзәпләнмисун.
Jame UyCyr 1:20  Чүнки ғәзәпләнсәңлар, Худани хурсән қилидиған һәққаний ишлар­ни қилалмайсиләр.
Jame UyCyr 1:21  Шуниң үчүн һәр хил ипласлиқларни вә барлиқ яман қилмишларни ташлаңлар. Қәлбиңларға селинған, силәрни қутқузалайдиған сөзни кәмтарлиқ билән өзләштүрүңлар.
Jame UyCyr 1:22  Худаниң сөзини аңлап қойсамла болиду, дәп өзәңларни алдимаң­лар. Әксичә уни иҗра қилғучилардин болуңлар.
Jame UyCyr 1:23  Худаниң сөзини аңлап қоюпла, уни иҗра қилмиған киши худди әйнәккә қарап, йүзигә қара сүркәлгәнлигини көрсиму, уни сүртүвәтмигән кишигә охшайду.
Jame UyCyr 1:24  Бундақ киши әйнәктин жирақлашсила өз әптини унтуп қалиду.
Jame UyCyr 1:25  Гуна қилиштин әркин қилидиған мукәммәл қанунни давамлиқ әстайидиллиқ билән үгәнгүчи аңлиғинини унтуп қалмай, бәлки уни иҗра қилса, у һәммә ишлирида бәхитлик қилиниду.
Jame UyCyr 1:26  Өзини Худаға садақәтмән адәм дәп қариған, лекин тилини тизгин­лимигән киши өзини өзи алдайду. Бундақ садақәтмәнликниң қилчә қиммити йоқтур.
Jame UyCyr 1:27  Худа Атимизниң нәзәридики пак вә әйип­сиз сада­қәт­мәнлик болса қийинчилиқта қалған житим-йесир, ери өлүп кәткән тул аялларға ғәмхорлуқ қилиш вә өзимизни дунияниң булғи­ши­дин сақлаштур.
Chapter 2
Jame UyCyr 2:1  Қериндашлирим, силәр улуқ Рәббимиз Әйса Мәсиһкә ишәнгән екәнсиләр, башқиларға икки хил көз билән қаримаңлар.
Jame UyCyr 2:2  Силәр­ниң Худаға ибадәт қилидиған жиғилишиңларға қоллириға алтун үзүк селивалған, қиммәт баһалиқ кийимләрни кийивалған бир бай вә җул-җул кийинивалған бир кәмбәғәл кәлсә,
Jame UyCyr 2:3  силәр бай кишигә «төргә чиқсила!», кәмбәғәлгә, «у йәрдә тур!» яки «төвәндә олтар!» десәңлар,
Jame UyCyr 2:4  силәрниң бундақ охшимайдиған муамилиңлар нийитиңларниң яман екәнлигини ениқ көрситип бәрмәмду?
Jame UyCyr 2:5  Қәдирлик қериндашлирим, қулақ селиңлар, Худа бу дуниядики кәмбәғәлләрни ишәнч җәһәттә бай қилиш һәм уларни Өзини сөйгән­ләргә беришкә вәдә қилған Падишалиғиға ериштүрүш үчүн таллиди.
Jame UyCyr 2:6  Бирақ силәр кәмбәғәлләрни харлидиңлар. Силәрни әзгән вә сотқа сөри­гән­ләр әмәлиятта байлар әмәсму?
Jame UyCyr 2:7  Силәр мәнсүп болған Әйса Мәсиһ­ниң алийҗанап намиға күпүрлүк қиливатқанлар йәнә шу байлар әмәсму?
Jame UyCyr 2:8  Муқәддәс Язмилардики «Хошнаңни өзәңни сөйгәндәк сөй» дегән әмиргә, йәни Худаниң Падишалиғиниң бу қануниға һәқиқий әмәл қилсаңлар, яхши қилған болисиләр.
Jame UyCyr 2:9  Лекин башқиларға икки хил көз билән қарисаңлар, гуна қилған болисиләр. Чүнки силәр Худаниң әшу қануниға хилаплиқ қилдиңлар.
Jame UyCyr 2:10  Әгәр бир киши Худаниң пүтүн қануниға әмәл қилдим дәп туруп, униңдики бирәр пәрманға хилаплиқ қилип қалса, у Худаниң нәзәридә пүтүн қанунға хилаплиқ қилған адәм­гә охшаш гунакар һесаплиниду.
Jame UyCyr 2:11  Худа «Нека садиқлиғини бузма» дегән һәм «Қатиллиқ қилмаму» дегән, шуңа, әгәр силәр нека садиқли­ғини бузмисаңларму, лекин қатиллиқ қилған болсаңлар, йәнила пүтүн Тәврат қануниға хилаплиқ қилған билән тәң болисиләр.
Jame UyCyr 2:12  Силәр силәрни гуна қилиштин әркин қилидиған қанун бойичә сорақ қили­нисиләр, шуңа сөз-һәрикитиңлар бу қанунға уйғун болсун.
Jame UyCyr 2:13  Чүнки силәр башқиларға рәһим қилмисаңлар, сорақ қилинғанда Худа силәр­гиму рәһим қилмайду. Башқиларға рәһим қилған болсаң­лар, Худаниң җазасиға әмәс, рәһим қилишиға еришәләйсиләр.
Jame UyCyr 2:14  Қериндашлирим! Әгәр бир киши ағзида: «Мән Әйса Мәсиһкә ишинимән», дәп туруп, уни өз әмәлиятида көрсәтмисә, униң немә пайдиси? У бундақ ишәнч билән қутқузулушқа еришәләмду?
Jame UyCyr 2:15  Әгәр қериндашлириңлардин бири ач-ялиңач қалса, униңға: «Худа қоси­ғиңни тоқ, кийимиңни пүтүн қилсун, аман бол!» дәп қоюпла, һаҗитидин чиқмисаңлар, буниң немә пайдиси?
Jame UyCyr 2:16  Әгәр қериндашлириңлардин бири ач-ялиңач қалса, униңға: «Худа қоси­ғиңни тоқ, кийимиңни пүтүн қилсун, аман бол!» дәп қоюпла, һаҗитидин чиқмисаңлар, буниң немә пайдиси?
Jame UyCyr 2:17  Шуңа пәқәт ишәнч болупла, өз ишәнчигә мас келидиған әмәлияти болмиса, бундақ ишәнчниң һеч қандақ әһмийити йоқтур.
Jame UyCyr 2:18  Лекин бәзиләр: «Мәндә ишәнч болсила болди» десә, бәзиләр: «Ишәнч билән әмәлият биргә болуши керәк», дәп өз ара талишиши мүмкин. Мән әшу «Мәндә ишәнч болсила болди» дегүчиләргә: «Әгәр сениң әмәлиятиң болмиса, өз ишәнчиңни намайән қилалмайсән. Бирақ мән әмәлиятим арқилиқ өз ишәнчимни намайән қилалаймән», дәп җавап беримән.
Jame UyCyr 2:19  Сән Худаниң бир екәнлигигә ишинимән десәңла купайә боламду? Худаниң бир екәнлигигә һәтта җинларму ишиниду һәм Униңдин қорқуп дир-дир титирәйду.
Jame UyCyr 2:20  Әй надан! Әмәлияти йоқ ишәнчниң әһмийәтсиз екәнлигини қачанму биләрсән?
Jame UyCyr 2:21  Худаниң әмригә бойсунуш үчүн әҗдадимиз Ибраһим өз оғли Исһақни қурванлиқ қилмақчи болған вә бу әмәлияти арқилиқ у Худа тәрипидин һәққаний адәм дәп җакаланған әмәсму?
Jame UyCyr 2:22  Демәк, униң әмәлияти униң ишәнчигә мас кәлгән. Шундақ қилип, униң ишәнчи әмәлияти арқилиқ толуқланди.
Jame UyCyr 2:23  Буниң билән Тәвратта ейтилған: «Ибраһим Худаниң сөзлиригә ишәнди. Худа униң ишәнчини көрүп, уни һәққаний адәм, дәп һесаплиди», дегән сөз испатланди вә Ибраһим Худаниң дости дәп аталди.
Jame UyCyr 2:24  Биз буниңдин шуни көрүвалалаймизки, Худа ишәнчила болуп әмәлияти болмиған адәмни әмәс, бәлки ишәнчи билән әмәлий һәрикити бирдәк болған адәмни һәққаний адәм дәп җакалайду.
Jame UyCyr 2:25  Бу тоғрилиқ йәнә бир мисал бар. Паһишә аял Раһаб исраил чарлиғучилирини өз өйидә йошуруп, уларниң башқа йол билән қечип кетишигә ярдәм бәргән әмәлий һәрикити үчүн һәққаний адәм дәп җакалиған әмәсму?
Jame UyCyr 2:26  Роһи йоқ тән өлүк болғинидәк, әмәлияти йоқ ишәнчму өлүктур.
Chapter 3
Jame UyCyr 3:1  Қериндашлирим, мәсиһийләр җамаитидә һәммиңларла тәлим бәргүчи болувалмаңлар! Силәргә мәлумки, Худа биз тәлим бәргү­чиләрни башқилардин техиму еғир сораққа тартиду.
Jame UyCyr 3:2  Һәммимиз көп хаталишимиз, һалбуки, тилда хаталашмиған киши өзини һәр җәһәт­тин тизгинләп, пишип йетилгән киши болиду.
Jame UyCyr 3:3  Биз атларни тизгин­ләш үчүн уларниң ағзиға еғиздуруқ салимиз, буниң билән уларни халиған йеримизгә маңдуралаймиз.
Jame UyCyr 3:4  Йәнә мәсилән, кемә шунчилик чоң болсиму, йәнә келип күчлүк боран униңға шунчә қаттиқ урулсиму, лекин һайдиғучи кичиккинә руль арқилиқ уни халиған йеригә һайдалайду.
Jame UyCyr 3:5  Шуниңға охшаш, гәрчә тил тенимизниң кичик бир әзаси болсиму, лекин чоң ишларға сәвәп болалайду. Кичиккинә бир от учқунниң чоң орманға от қоюветәләйдиғанлиғини ойлап беқиңлар.
Jame UyCyr 3:6  Тил дәл шу от учқуниға охшайду. У һәр хил қилмишниң мәнбәси вә әзалиримиз ичидики бузғунчи болуп, пүтүн бәдинимизни булғалайду. Бу от дозақ отидин йеқилса, һаятимизни вәйран қиливетәләйду.
Jame UyCyr 3:7  Инсанлар явайи һайванатлар, учар қанатлар, йәр беғирлиғучи һайванлар вә су мәхлуқатлирини тизгинләләйду һәм уларни аллибурун тизгинлиди.
Jame UyCyr 3:8  Амма тилни һеч ким тизгинләлмәйду. Тил тизгинлигили болмайдиған бир осал нәрсә болуп, у худди җанға зәмин болидиған зәһәргә охшаштур.
Jame UyCyr 3:9  Биз тилимиз билән Худа Атимизни мәдһийиләй­миз, йәнә шу тилимиз билән Худа Өз обризиға охшаш қилип яратқан инсанларни қарғаймиз.
Jame UyCyr 3:10  Демәк, бир еғиздин һәм мәдһийә, һәм ләнәт чиқиду. Қериндашлирим, бундақ болмаслиғи керәк!
Jame UyCyr 3:11  Бир булақтин шәрбәтму, зәрдапму чиқамду?
Jame UyCyr 3:12  Қериндашлирим, әнҗир дәриғи зәйтунниң мевисини бәрмәйду, үзүм ғоли әнҗирниң мевисини бәрмәйду. Шәрбәт булиғидин зәрдапму чиқмайду.
Jame UyCyr 3:13  Араңларда ким әқил-парасәтлик болса, у өз һаятида кәмтарлиқ билән қилған яхши ишлири арқилиқ өзиниң әқил-параситини көрсәтсун.
Jame UyCyr 3:14  Лекин қәлбиңларда көрәлмәслик вә шәхсийәтчилик болса, әқил-парасәтликмән, дәп өзәңлардин махтанмаңлар. Әгәр махтансаңлар, ялған сөзләп, һәқиқәтни йоққа чиқарған болисиләр.
Jame UyCyr 3:15  Бу дунияға вә инсан тәпәккүригә хас болған бундақ «әқил-парасәт» Худадин кәлгән әмәс, бәлки шәйтандин кәлгән.
Jame UyCyr 3:16  Көрәлмәслик вә шәхсийәтчилик болғанла йәрдә қалаймиқанчилиқ вә һәр хил яман­лиқлар болиду.
Jame UyCyr 3:17  Лекин бир адәмдә Худадин кәлгән әқил-парасәт болса, у алди билән пак, андин течлиқпәрвәр, хуш пеил, кәмтар вә рәһимдил болуп, униң һаяти яхши мевиләр билән толған болиду. У йәнә айримчилиқ вә сахтипәзлик қилмайду.
Jame UyCyr 3:18  Течлиқ издигүчиләр течлиқ уруғини чачиду вә униңдин адаләт мевисини алиду.
Chapter 4
Jame UyCyr 4:1  Араңлардики тоқунуш вә маҗраларниң мәнбәси немә? Бу дәл қәлбиңларни чирмавалған арзу-һәвәслириңлар әмәсму?
Jame UyCyr 4:2  Силәр өзәңлар арзу қилған нәрсиләргә еришәлмигәндә, адәм өлтүрүштин янмайсиләр. Һалбуки, арзу қилған нәрсилириңларға еришәлмәй, җедәл-маҗра чиқирисиләр. Силәр Худадин тилимигәнлигиңлар үчүн еришәлмәйсиләр.
Jame UyCyr 4:3  Тилисәңләрму еришәлмәйсиләр, чүнки нийитиңлар яман болуп, өз арзу-һәвәслириңларни қандуруш үчүнла тиләйсиләр.
Jame UyCyr 4:4  Әй Худаға вапасизлар! Бу дуния билән достлишишниң әмәлиятта Худа билән дүшмәнлишиш екәнлигини билмәмдиңлар? Әгәр силәр бу дунияни дост тутмақчи болсаңлар Худаниң дүшминигә айлинисиләр.
Jame UyCyr 4:5  Муқәддәс Язмиларда: «Худа қәлбимизгә салған Муқәддәс Роһ биз­ниң Худаға садақәтмән болушимизни наһайити арзу қилиду», дейилгән. Силәрчә бу қуруқ сөзму?
Jame UyCyr 4:6  Яман арзу-һәвәслиримиз үстидин ғалибә қилишимиз үчүн Худа бизгә көп күч-қудрәт бериду. Бу худди Муқәддәс Язмиларда: «Худа қаршидур тәкәббурларға, меһир-шәпқәт қилар кәмтарларға», дәп йезилғинидәктур.
Jame UyCyr 4:7  Шуниң үчүн Худаға бойсунуңлар, шәйтанға қарши туруңлар, шу чағдила шәйтан силәрдин қачиду.
Jame UyCyr 4:8  Худаға йеқинлишиңлар, Худаму силәргә йеқинлишиду. Әй гунакарлар, гунадин қол үзүңлар. Әй һәм Худани, һәм дунияни дост тутимиз дегүчиләр, қәлбиңларни пак қилиңлар.
Jame UyCyr 4:9  Қилған гуналириңлар үчүн қайғу-һәсрәт чекиңлар, һаза тутуп жиғлаңлар, күлкәңларни матәмгә, хошаллиғиңларни қайғуға айландуруңлар.
Jame UyCyr 4:10  Худаниң алдида өзәңларни төвән тутуңлар, шу чағда Худа силәрни үстүн қилиду.
Jame UyCyr 4:11  Қериндашлар, бир-бириңларни сөкмәңлар. Қериндишиңларни сөксәң­лар яки униң үстидин һөкүм қилсаңлар, Худаниң «Бир-бириң­ларни сөйүңлар» дегән қануниниму сөккән вә униң үстидин һөкүм қилған болисиләр. Чүнки силәр Худаниң қануниниң тоғра яки хаталиғини қарар қилидиған сотчи әмәссиләр. Силәрниң вәзипәң­лар Худаниң қануниға бойсунуштин ибарәт.
Jame UyCyr 4:12  Пәқәт Худала қанун түзгүчи вә һөкүм қилғучидур, қутқузуш вә һалак қилиш пәқәт Худа­ниң күч-қудритидин келиду. Шундақ екән, башқилар үстидин һөкүм қилишқа силәрниң немә һоқуқуңлар бар?!
Jame UyCyr 4:13  Бәзиләр: «Бүгүн яки әтә палан шәһәргә баримиз. У йәрдә бир жил туримиз, тиҗарәт қилип, көп пул тапимиз», дәйду. Бундақ дәйди­ғанлар маңа қулақ селиңлар,
Jame UyCyr 4:14  әтә немә болидиғанлиғини биләмсиләр? Силәрниң һаятиңлар худди бир дәмдила пәйда болуп йоқап кетидиған туманға охшайду.
Jame UyCyr 4:15  Шуниң үчүн «Худа буйриса, өлмисәкла, уни қилимиз, буни қилимиз», дәңлар.
Jame UyCyr 4:16  Бирақ һазир силәр өзәңларниң планлириңлардин мәғрурлуқ билән махтинисиләр, бундақ қилиш тоғра әмәс.
Jame UyCyr 4:17  Есиңларда тутуңларки, қилишқа тегишлик яхши ишни билип туруп қилмиғанлар гуна қилған болиду.
Chapter 5
Jame UyCyr 5:1  Һәй байлар, қулақ селиңлар! Бешиңларға келидиған палакәтләр үчүн дат-пәрият қилип жиғлаңлар.
Jame UyCyr 5:2  Байлиғиңлар чирип кетиду, кийим-кечигиңларни күйә йәп кетиду.
Jame UyCyr 5:3  Алтун-күмүчлириңларни болса һаман дат басиду. Бу дат қиямәт күнидә шәхсийәтчилигиңларға гувалиқ берип, дозақта көйүшүңларға сәвәп болиду. Чүнки силәр бу ахир заманда байлиқ топлаш биләнла болуп кетиватисиләр.
Jame UyCyr 5:4  Силәр етизлиғиңларда ишләватқанларниң иш-һәқлиригә һейлә-микир ишлитип кәлдиңлар. Улар үстүңлардин шикайәт қиливатиду. Силәргә һосул жиғип бериватқан бу кишиләрниң аһу-зари һәммигә қадир Худаниң қулиғиға йәтти.
Jame UyCyr 5:5  Силәр бу дунияда баяшәт вә әйш-ишрәт ичидә яшаватисиләр. Қойлар боғузлинидиған күнгә қәдәр бодалғанға охшаш, силәрму қиямәт күнигә қәдәр өзәңларни бодаватисиләр.
Jame UyCyr 5:6  Силәргә қарши чиққудәк күчиму болмиған гунасиз кишиләрни гунаға мәһкүм қилип, уларни өлтүрүп кәлдиңлар.
Jame UyCyr 5:7  Шуңа, қериндашлар, Рәббимиз Әйса қайта келидиған күнгичә сәвир-тақәт қилип туруңлар. Деханлар мол һосул елиш үчүн баһар вә күз ямғурлирини сәвир-тақәт билән күткинигә охшаш, силәрму Әйса Мәсиһниң қайта келишини сәвир-тақәт билән күтүңлар. Ирадәңлар мустәһкәм болсун, чүнки Рәббимиз Әйсаниң қайта келишигә аз қалди.
Jame UyCyr 5:8  Шуңа, қериндашлар, Рәббимиз Әйса қайта келидиған күнгичә сәвир-тақәт қилип туруңлар. Деханлар мол һосул елиш үчүн баһар вә күз ямғурлирини сәвир-тақәт билән күткинигә охшаш, силәрму Әйса Мәсиһниң қайта келишини сәвир-тақәт билән күтүңлар. Ирадәңлар мустәһкәм болсун, чүнки Рәббимиз Әйсаниң қайта келишигә аз қалди.
Jame UyCyr 5:9  Қериндашлар, Худаниң җазасидин сақлиниш үчүн, бир-бириң­лардин рәнҗимәңлар, сорақ Қилғучи келиш алдида туриду.
Jame UyCyr 5:10  Худа әвәткән пәйғәмбәрләрниң азап-оқубәтләргә қандақ сәвир-тақәт қилған­лиғидин үлгә елиңлар.
Jame UyCyr 5:11  Биз мана мошундақ сәвир-тақәт билән бәрдашлиқ бәргәнләрни бәхитлик һесаплаймиз. Аюпниң өз бешиға кәлгән һәр хил еғир азап-оқубәткә қандақ сәвир-тақәт билән бәрдашлиқ бәргәнлигини, шундақла ахирида Худаниң униң һаятини қандақ яхши орунлаштурғанлиғини билисиләр. Худа һәқиқәтәнму наһайити шәпқәтлик вә рәһимдилдур.
Jame UyCyr 5:12  Қериндашлирим, әң муһими, қәсәм қилмаңлар! Асман, зимин вә башқа нәрсиләрниң нами билән қәсәм қилғучи болмаңлар. Җававиң­лар түзла «Һә-ә» яки «Яқ» болсун. Шундақ қилғанда, Худаниң җаза­сиға тартилмайсиләр.
Jame UyCyr 5:13  Араңларда җапа тартиватқан киши бар болса, у Худаға дуа қилсун. Хошал болуватқан киши бар болса, у Худаға мәдһийә нахшилирини ейтсун.
Jame UyCyr 5:14  Ағриқ-силақлар бар болса, мәсиһийләр җамаитиниң йетәк­чи­лирини чақиртип кәлсун. Улар Рәббимизниң нами билән бу ағриватқанларниң бешиға яғ сүркәп дуа қилсун.
Jame UyCyr 5:15  Рәббимиз толуқ ишәнч билән қилинған дуа арқилиқ ағриқни сақайтиду вә уни орнидин турғузиду. Әгәр бемар гуна қилған болса, кәчүрүм қилиниду.
Jame UyCyr 5:16  Шуңа шипалиқ тепиш үчүн өткүзгән гуналириңларни өз ара иқрар қилиңлар вә бир-бириңлар үчүн дуа қилиңлар. Һәққаний адәмниң дуаси зор күч вә үнүмгә егидур.
Jame UyCyr 5:17  Илияс пәйғәмбәрму бизгә охшаш адәм еди. У Исраилда ямғур яғмаслиқ үчүн садақәтмәнлик билән Худаға дуа қилған еди, нәтиҗидә үч йерим жил ямғур яғмиди.
Jame UyCyr 5:18  Кейин қайта ямғур йеғиш үчүн дуа қилған еди, ямғур йеғип, йәрму һосул бәрди.
Jame UyCyr 5:19  Қериндашлирим, араңларда һәқиқәттин чәтнигән киши болса, уни һәқиқәткә қайтуруп әкелишкә тиришиңлар.
Jame UyCyr 5:20  Шуни билиңларки, гунакар кишини һәқиқәткә қайтуруп әкәлгән адәм шу кишиниң мәңгүлүк өлүмдин қутулушиға вә нурғун гуналириниң кәчүрүм қили­ни­шиға сәвәпчи болиду.