Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 105
Psal UyCyr 105:1  Һәмдусана ейтиңлар Пәрвәрдигарға, Шүкүрләр ейтиңлар Униңға. Чүнки Пәрвәрдигар шапаәтликтур, Униң муһәббити мәңгүлүктур.
Psal UyCyr 105:2  Қудритини Худаниң кимму толуқ сөзләп берәләр? Ким Униңға ейталар мукәммәл мәдһийиләр?
Psal UyCyr 105:3  Нәқәдәр бәхитлик-һә, адаләтлик иш қилғанлар, Һәрдайим һәққанийәт йолини тутқанлар.
Psal UyCyr 105:4  Әй Пәрвәрдигар, алғайсән мени есиңгә, Яхшилиғиңни көрсәткиниңдә Өз хәлқиңгә. Хәвәр алғин һалимдин ниҗатлиғиң кәлгәндә.
Psal UyCyr 105:5  Өзәң таллиған хәлқиңниң бәхтини көрәй, Уларниң күлкисигә җор болуп күләй, Саңа мәнсүп хәлқиң билән махтинип жүрәй.
Psal UyCyr 105:6  Худди әҗдатлиримиздәк бизму гуна өткүздуқ, Иплас һәм яман ишларни һәммимиз қилдуқ.
Psal UyCyr 105:7  Әҗдатлиримиз Мисирдики чеғида, Мәнситмигән еди Худаниң мөҗүзилирини. Исиян көтәргән еди улар Қизил деңиз бойида, Есидиму тутмастин Худаниң муһәббитини.
Psal UyCyr 105:8  Амма Пәрвәрдигар Өзиниң шәриви үчүн, Уларни қутқузуп қудритини намайән қилған еди.
Psal UyCyr 105:9  Униң әмри билән сүйи қуруп Қизил деңизниң, Уларни худди чөллүктә елип маңғандәк, Деңиз астидин йетәкләп маңған еди.
Psal UyCyr 105:10  Пәрвәрдигар уларни Дүшмәнлириниң қоллиридин азат қилди, Дүшмәнлириниң чаңгилидин қутқузди.
Psal UyCyr 105:11  Дүшмәнлири су астида ғәриқ болди, Улардин бирәрсиму һаят қалмиди.
Psal UyCyr 105:12  Шундила Худаниң вәдисигә ишәнди улар, Пәрвәрдигарни мәдһийиләп ейтти күй-нахшилар.
Psal UyCyr 105:13  Лекин улар узун өтмәй унтуди Пәрвәрдигарни, Рава көрмиди өзлиригә Худаниң ирадисини.
Psal UyCyr 105:14  Улар чөлдә нәпсигә тәслим болди, Һәм Пәрвәрдигарни синап көрди.
Psal UyCyr 105:15  Тәләп қилған нәрсисини Пәрвәрдигар бәрди уларға, Бирақ бир һалакәтлик кесәлни әвәтти уларға.
Psal UyCyr 105:16  Чедирлирида улар һәсәт қилди һәзрити Мусаға, Вә Худа таллиған муқәддәс роһаний Һарунға.
Psal UyCyr 105:17  Шуниң билән йәр йерилип Датанни жутувалди, Абирамни һәмралири билән көмүвалди.
Psal UyCyr 105:18  Һәмралири арисиға от чүширилгән еди, От ялқуни яманларни көйдүрүвәтти.
Psal UyCyr 105:19  Мозай бутни ясап улар Синай теғида, Сәҗдә қилип чоқунди шу алтун бутқа.
Psal UyCyr 105:20  Чөп йәйдиған бир калиниң бутини улар Қойди шан-шәрәплик Пәрвәрдигарниң орниға.
Psal UyCyr 105:21  Унтуди улар Қутқузғучиси Худани, Мисирда улуқ ишларни қилғучини.
Psal UyCyr 105:22  Карамитини көрситип Қизил деңизда, Һам диярида мөҗүзиләр яратқучини.
Psal UyCyr 105:23  Шуңа Худа уларни һалак қилмақ болған еди, Лекин Худа тәрипидин талланған Муса чиқип, Рәһим тиләп Худаниң ғәзивини басқан еди.
Psal UyCyr 105:24  Улар бу гөзәл зиминға киришни рәт қилди, Пәрвәрдигарниң вәдисигә ишәнмиди.
Psal UyCyr 105:25  Қақшап туруп улар өз чедирлирида, Қулақ салмиди Пәрвәрдигарниң авазиға.
Psal UyCyr 105:26  Шуңа Худа қолини көтирип қәсәм қилип, Дедики: «Уларни чөлләрдә йоқитимән.
Psal UyCyr 105:27  Әвлатлирини ят әлләрдә вәйран қилип, Яқа жут, жирақларға тарқитимән».
Psal UyCyr 105:28  Пеор теғида улар Баал илаһиға чоқунуп, Өлүкләргә аталған қурванлиқларни йейишти.
Psal UyCyr 105:29  Қилмишлири уларниң ғәзивини кәлтүрди Худаниң, Шу сәвәвидин ваба кесәл тарқалди арисиға уларниң.
Psal UyCyr 105:30  Шуңа Пинихас чиқип оттуриға, Тохтатти у ваба кесилини батурлуғида.
Psal UyCyr 105:31  Буниң билән Пинихас һәққаний дәп һесапланди, Униң ишлири әвлаттин-әвлатқичә тарқалди.
Psal UyCyr 105:32  Худаниң ғәзивини қозғиди улар йәнә, Мирибада пәйда болған суниң бойида. Бу сәвәплик қайғу кәлди Мусаға. Чүнки улар Мусаниң җениға тәккәч, Ойлимастин сөзләвәтти Муса уларға.
Psal UyCyr 105:33  Пәрвәрдигарниң әмригә хилаплиқ қилип, Һалак қилмай һәммә ят әлләрни,
Psal UyCyr 105:34  Пәрвәрдигарниң әмригә хилаплиқ қилип, Һалак қилмай һәммә ят әлләрни,
Psal UyCyr 105:35  Әксичә арилишип улар билән Үгәнди уларниң қилиқлирини.
Psal UyCyr 105:36  Чоқунди уларниң бутлириға, Һалакәт елип кәлди бут уларға.
Psal UyCyr 105:37  Қиз-оғуллирини атиди қурванлиққа, Беғишлап уларни җин-шәйтанға.
Psal UyCyr 105:38  Атап Қанандики бутларға, Улар төкти қиз-оғуллириниң Бегуна қанлирини, Қанлар булғиди зиминни.
Psal UyCyr 105:39  Паһишә аялдәк болди уларниң ишлири, Булғиди уларни өз қилмишлири.
Psal UyCyr 105:40  Пәрвәрдигар Өзи таллиған хәлқигә ғәзәпләнди, Пәқәт Өзигила тәвә болған қовумидин нәпрәтләнди.
Psal UyCyr 105:41  Шуңа уларни ташлап бәрди ят әлләрниң қолиға, Өчмән болуп кәлгәнләр һөкүмранлиқ қилди уларға.
Psal UyCyr 105:42  Дүшмәнлири қолида езилди улар, Қәддини пүкүп, бешини әгди явлар.
Psal UyCyr 105:43  Талай қетим қутқузсиму уларни Пәрвәрдигар, Амма қәстән бойсунушни рәт қилип кәлгәч, Болди гумран ахирида гуналири сәвәвидин улар.
Psal UyCyr 105:44  Шундақтиму уларниң пәриядини аңлиғанда, Рәһимдиллик билән нәзәр салди Худа җапалириға.
Psal UyCyr 105:45  Улар үчүн Пәрвәрдигар келишимини есигә елип, Меһир-муһәббити билән бурунқи нийитидин йенип,
Psal UyCyr 105:46  Уларға рәһим-шәпқәт қилдурди, Уларни әсир алғучиларниң дилиға селип.
Psal UyCyr 105:47  Әй Худайимиз Пәрвәрдигар, қутқузғин бизни, Қайта жиғип әкәлгин жутимизға бизләрни. Шунда Сени мәдһийиләйли, күйләйли, Шу муқәддәс намиңға шүкүр-рәхмәт ейтайли.
Psal UyCyr 105:48  Мәдһийиләнгәй мәңгүдин-мәңгүгә, Исраилларни таллиған Пәрвәрдигар! Халайиқлар «амин» десун бирликтә! Пәрвәрдигарға һәмдусана ейтиңлар!​