Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 17
Psal UyCyr 17:2  Күч-мағдирим Пәрвәрдигар, сөйимән Сени.
Psal UyCyr 17:3  Қорам тешим, қорғиним, ниҗаткарим Пәрвәрдигардур, Маңа пана болидиған гигант теғим, башпанайим, Қалқиним, йеңилмәс қутқузғучим Худайимдур.
Psal UyCyr 17:4  Илтиҗа қилсам мәдһийиләр Егиси Пәрвәрдигарға, Дүшмәнлирим қоллиридин қутқузилармән шундила.
Psal UyCyr 17:5  Өлүм асарәтлири чирмиди мени, Һалакәт долқунлири оравалди мени.
Psal UyCyr 17:6  Гөрстан ағамчилирида бағландим, Өлүм қапқанлириға дуч кәлдим.
Psal UyCyr 17:7  Еғир азап ара илтиҗа қилдим Пәрвәрдигарға, Ярдәм тәләп қилдим пәрият көтирип Худайимға. Авазимни аңлиди Пәрвәрдигар дәргаһида, Аһу-зарим йетип барди Униң қулиғиға.
Psal UyCyr 17:8  Шу чағ зимин силкинип, йәр тәвриди, Тағларниң һули титирәп мидирлиди, Чүнки Худа дәрғәзәпкә кәлгән еди.
Psal UyCyr 17:9  Чиқти Худаниң бурнидин ис-түтәкләр, Етилди Худаниң ағзидин от-лавилар, Лавулдап көйәтти һәтта қип-қизил чоғлар.
Psal UyCyr 17:10  Көкни йерип йәр таман чүшкәндә Худа, Туратти қара булутлар айиғиниң астида.
Psal UyCyr 17:11  У минип учти бир «керубқа» Пәрваз қилди шамалниң қанатлирида.
Psal UyCyr 17:12  Йепинча қилған еди У қараңғулуқни, Қоюқ, қара булутлар қоршап туратти Уни.
Psal UyCyr 17:13  Йорутқан еди алдини парлақ нури, Яғдуруп мөлдүр вә қип-қизил чоғларни, Парчилиди қап-қара булутларни.
Psal UyCyr 17:14  Пәрвәрдигарниң авази гүлдүрләп асманда Яңритип авазини улуқ Худа, Яғдурди мөлдүр вә қип-қизил чоғлар.
Psal UyCyr 17:15  Тарқитивәтти Худа дүшмәнлирини яғдуруп оқлирини, Чақмақлар чақтуруп тери-перәң қилип уларни.
Psal UyCyr 17:16  Әй Пәрвәрдигар, әйиплишиңдин, Ғәзәплик тиниғиңниң зәрбисидин, Көрүнүп қалди деңизниң теги, Ечилип қалди зиминниң һули.
Psal UyCyr 17:17  Пәрвәрдигар көктин сунуп қолини, Чоңқур сулардин тартип алди мени.
Psal UyCyr 17:18  Қутқузди мени вәһший дүшминимдин, Маңа өч болғанлардин, Чүнки улар күчлүк еди мәндин.
Psal UyCyr 17:19  Апәтлик күнлиримдә һуҗум қилди улар маңа, Пәрвәрдигар яр-йөлигим болди амма.
Psal UyCyr 17:20  У мәндин хурсән болғач ниҗатлиқ бәрди маңа, Елип чиқти мени һәм бехәтәр җайға.
Psal UyCyr 17:21  Һәққанийлиғим үчүн яхшилиқ қилди Худа, Қолумниң паклиғидин бәхит бәрди маңа.
Psal UyCyr 17:22  Чүнки меңип кәлдим Пәрвәрдигарниң йолида, Яманлиқ қилип, сатқунлуқ қилмидим Худайимға.
Psal UyCyr 17:23  Көз алдимда болди дайим Униң барлиқ һөкүмлири, Бир яққа қайрип қоймидим һәм Униң пәрманлирини.
Psal UyCyr 17:24  Униң алдида әйипсиз болдум, Өзәмни гуна қилиштин сақлидим.
Psal UyCyr 17:25  Қолум пак, өзәм һәққаний болғачқа, Пәрвәрдигар бәхит бәрди маңа.
Psal UyCyr 17:26  Вападарларға көрситисән вападарлиғиңни, Һәққаний адәмләргә һәққанийлиғиңни.
Psal UyCyr 17:27  Паклиғиңни көрситисән пак адәмләргә, Лайиғида җавап қайтурисән нийити әгирләргә.
Psal UyCyr 17:28  Қутқузисән чарисизларни, Йәргә урисән һакавурларни.
Psal UyCyr 17:29  Пәрвәрдигар, һаятлиқ чириғимни яққучисән, Илаһим, зулмитимни йоруқлуққа айландурисән.
Psal UyCyr 17:30  Саңа тайинип, дүшмән қошуниға һуҗум қилалаймән, Әй Егәм, ярдимиңдә сепилларни һалқип өтәләймән.
Psal UyCyr 17:31  Худаниң йоли мукәммәл йолдур, Униң ейтқан сөзлири һәқиқәттур. Пана издигүчиләргә Худа бир қалқандур.
Psal UyCyr 17:32  «Мәңгү бар болғучидин» башқа кимдур Худа! Егимиздин башқа ким болар қорам таштәк башпана?
Psal UyCyr 17:33  Худадур белимни қудритидә бағлиғучи, Йолумни әйип-нуқсансиз қилғучи.
Psal UyCyr 17:34  Кейикниңкидәк жүгрүк қилип У путлиримни, Егиз тағларда һәм мәзмут турғузди мени.
Psal UyCyr 17:35  Қоллиримни үгәтти У җәң қилишқа, Биләклиримни мис оқ-яни тартишқа.
Psal UyCyr 17:36  Әй Егәм, бәрдиң маңа ниҗатлиқ қалқиниңни, Оң қолуң йөләп, мулайимлиғиң йүксәк қилди мени.
Psal UyCyr 17:37  Бехәтәр қилғач Сән басқан һәрбир қәдимимни, Тейилмастин меңип жүримән йоллиримни.
Psal UyCyr 17:38  Қоғлап жүрүп тутувалдим дүшмәнлиримни, Қайтмидим кәйнимгә йоқатмастин уларни.
Psal UyCyr 17:39  Мән уларни йәнчивәттим, туралмас қайта, Жиқилди улар путлиримниң астиға.
Psal UyCyr 17:40  Җәңгә бағлидиң күч-қудрәт билән белимни, Баш әгдүрдүң путлиримға маңа һуҗум қилғанларни.
Psal UyCyr 17:41  Чекинишкә мәҗбур қилдиң дүшмәнлиримни, Йоқаттим маңа өч болғанларни.
Psal UyCyr 17:42  Улар пәрият көтәрсиму чиқмиди қутқузидиғанлар, Налә қилип ялвурсиму җавап бәрмиди Пәрвәрдигар.
Psal UyCyr 17:43  Езивәттим уларни шамалда учқан тозаңдәк, Чәйливәттим уларни кочидики патқақтәк.
Psal UyCyr 17:44  Хәлиқ билән қаршилиштин хали қилдиң мени. Баш қилған едиң мени ят әлләргә, Қилмақта улар мениң хизмитимни.
Psal UyCyr 17:45  Авазимни аңлаш билән бойсунар улар маңа, Тәслим болиду ят әлләр шүмшийип алдимда.
Psal UyCyr 17:46  Җасаритини йоқатқан ят әлләр, Титиригән һалда қорғанлиридин чиқишар.
Psal UyCyr 17:47  Һаяттур Пәрвәрдигар! У қорам тешимға ейтилсун һәмдусана, Улуқлансун Ниҗаткарим болған Худа!
Psal UyCyr 17:48  Худадур қисас елип бәргүчи маңа, Бойсундурғучидур хәлиқләрни қол астимға.
Psal UyCyr 17:49  Қутқуздуң мени дүшмәнлиримдин, Үстүн қилдиң маңа һуҗум қилғанлардин, Қутулдурдуң һәм зораванлардин.
Psal UyCyr 17:50  Әй Пәрвәрдигар, Саңа рәхмәт ейтимән ятлар алдида, Мәдһийә күйи ейтимән намиңға.
Psal UyCyr 17:51  Пәрвәрдигар ериштүрәр Өзи тиклигән падишани улуқ ғалибигә, У беғишлар мәңгүлүк муһәббитини Өзи таллиған падишаға — Та әбәт Давут вә униң әвлатлириға.