Chapter 1
I Ti | UyCyr | 1:1 | Қутқазғучимиз Худаниң вә үмүтүмиз болған Әйса Мәсиһниң әмри билән Униң әлчиси болушқа талланған мәнки Павлустин | |
I Ti | UyCyr | 1:2 | ишәнч йолида өз оғлумдәк болуп қалған Тимотийға салам. Худа Атимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһ саңа меһир-шәпқәт, рәһимдиллик вә аманлиқ ата қилғай! | |
I Ti | UyCyr | 1:3 | Македонийә өлкисигә барғанда саңа ейтқинимдәк, сениң давамлиқ Әфәс шәһиридә қелип, араңлардики бәзи кишиләрниң натоғра тәлимләрни тарқитишини тосишиңни сораймән. | |
I Ti | UyCyr | 1:4 | Уларға әпсаниләр вә узундин-узунға созулған нәсәбнамиләр билән вақтини исрап қилмаслиғини буйруғин. Булар пәқәт бемәна талаш-тартишларни кәлтүрүп чиқириду, шундақла ишәнч билән қилинидиған Худа йолидики ишларни қилишқа пайдисиз болиду. Худа йолида меңишқа нисбәтәнму пайдисиз болиду. Худа йолида меңиш пәқәт ишәнч арқилиқла әмәлгә ашиду. | |
I Ti | UyCyr | 1:5 | Бизниң бундақ буйруқ қилишимиздин мәхсәт, пак қәлб, сап виждан вә чин ишәнчтин келип чиққан меһир-муһәббәтни башқиларға көрситишиңлар үчүндур. | |
I Ti | UyCyr | 1:7 | Уларниң башқилар тәрипидин Тәврат қануниниң өлимаси дәп аталғуси бар. Бирақ улар өзлириниң немә дәватқанлиғини яки өзлириниң ишәнч билән ейтқан сөзлириниң немә екәнлигини чүшәнмәйду. | |
I Ti | UyCyr | 1:9 | Биз йәнә шуни билишимиз керәкки, Тәврат қануни Худаниң әмирлиригә бойсунидиған адәмләр үчүн әмәс, бәлки натоғра ишларни қилғучилар үчүн түзүлгәндур, йәни қанунға хилаплиқ қилғучилар, бойни қаттиқлар, Худа йолида маңмиғанлар, гунакарлар, Худаға бепәрвалиқ қилғучилар, Худани мәсқирә қилғучилар, ата-анисини яки башқиларни өлтүргән қатиллар, | |
I Ti | UyCyr | 1:10 | җинсий әхлақсизлиқ қилғанлар, охшаш җинистики бузуқлар, қул содигәрлири, ялғанчилар, қәсәмхорлар вә башқа қилмишлар билән тоғра тәлимләргә хилаплиқ қилған кишиләр үчүн түзүлгәндур. | |
I Ti | UyCyr | 1:11 | Бу тәлимләр мәдһийиләшкә мунасип болған Худа тәрипидин маңа аманәт қилинған улуқ Хуш Хәвәргә асасланған. | |
I Ti | UyCyr | 1:12 | Маңа күч-қудрәт бәргән Рәббимиз Әйса Мәсиһкә шүкүр ейтимән. Чүнки У мени ишәнчлик дәп қарап, Өз хизмитигә тайинлиди. | |
I Ti | UyCyr | 1:13 | Мән бурун Әйса Мәсиһкә күпүрлүк қилип, Униңға ишәнгүчиләргә зиянкәшлик қилған рәһимсиз бир адәм болсамму, У йәнила маңа рәһим қилди. Чүнки мән бу ишларни наданлиқ вә Әйса Мәсиһкә болған ишәнмигәнлигимдин қилған едим. | |
I Ti | UyCyr | 1:14 | Рәббимиз маңа мол меһир-шәпқитини көрситип, мени Әйса Мәсиһтин келидиған ишәнч вә меһир-муһәббәт билән толтурди. | |
I Ti | UyCyr | 1:15 | «Әйса Мәсиһ гунакарларни қутқузуш үчүн дунияға кәлди» дегән сөз һәқтур вә уни қобул қилишқа пүтүнләй әрзийду. Мән гунакарларниң ичидики әң еғир гунакаримән. | |
I Ti | UyCyr | 1:16 | Лекин Әйса Мәсиһ маңа рәһим-шәпқәт қилди. Буниңдики мәхсәт, У Өзиниң мәндәк әң яман бир гунакарға чәксиз сәвир-тақәт көрситиши арқилиқ башқиларға үлгә қалдуруштур, йәни бу кейин Өзигә ишинип, мәңгүлүк һаятқа еришидиғанларға берилгән үлгидур. | |
I Ti | UyCyr | 1:17 | Барлиқ һөрмәт вә шан-шәрәп Худаға әбәдил-әбәт мәнсүптур. У мәңгүлүк Падиша, йәни өлмәйдиған вә көз билән көргили болмайдиған бирдин-бир Худадур, амин! | |
I Ti | UyCyr | 1:18 | Әй оғлум Тимотий, бурун сән тоғрилиқ ейтилған пәйғәмбәрлик сөзләргә асасән бу буйруқларни саңа тапшуримән. Бу пәйғәмбәрлик сөзләрни қурал қилсаң, Рәббимиз үчүн улуқ күрәшләрни қилалайсән. | |
I Ti | UyCyr | 1:19 | Ишәнчтә вә пак вижданиңда чиң тур. Бәзиләр пак вижданини бир яққа қайрип қойди. Нәтиҗидә уларниң ишәнчи худди хада ташқа урулған кемигә охшаш вәйран болди. | |
Chapter 2
I Ti | UyCyr | 2:1 | Алди билән сәндин вә барлиқ мәсиһийләрдин пүткүл инсан үчүн Худадин тиләкләр тиләшни, Худаға дуа-тилавәт қилишни, башқилар үчүн мураҗиәт қилишни вә Худаға шүкүрләр ейтишни, | |
I Ti | UyCyr | 2:2 | болупму падишалар вә барлиқ әмәлдарлар үчүн дуа-тилавәт қилишни өтүнимән. Бундақ болғанда, биз аман-есән һаят кәчүрәләймиз. Шундақла һаятимиз Худаға болған садақәтмәнлик вә һөрмәт билән толиду. | |
I Ti | UyCyr | 2:5 | Чүнки Худа бирдур, Худа билән инсанлар арисидики Яраштурғучиму бирдур. У болсиму, инсан тенидә дунияға кәлгән Әйса Мәсиһтур. | |
I Ti | UyCyr | 2:6 | Инсанларниң гунадин азат болуши үчүн, Әйса Мәсиһ Өзини қурван қилип төләм төлиди. Худа буниңға дәл вақит-саатида гувалиқ бәрди. | |
I Ti | UyCyr | 2:7 | Мән йәһудий әмәсләргә бу ишларни йәткүзүш үчүн җакалиғучи вә әлчи болуп тайинлинип, уларға ишәнч вә һәқиқәтни үгитишкә әвәтилдим. Мениң бу сөзлиримниң һәммиси раст, мән ялған гәп қилмидим. | |
I Ti | UyCyr | 2:8 | Шуңа мән шуни үмүт қилимәнки, мәсиһий әрләр мәйли қәйәрдә болсун, һәр қетим дуаға җәм болғанда башқиларға ғәзәпләнмәй, дәталаш қилмай, тоғра әмәллик қоллирини көтирип дуа қилсун. | |
I Ti | UyCyr | 2:9 | Аяллар тетиқсиз кийинмәй, мувапиқ вә әхлақлиқ кийиниши керәк. Уларниң өзлирини алаһидә ясавалған чачлири, алтун-күмүч, үнчә-мәрвайит вә есил кийим-кечәкләр билән әмәс, | |
I Ti | UyCyr | 2:10 | бәлки яхши әмәлияти билән пәдәзлишини үмүт қилимән. Бу Худа йолида маңимән дәйдиған аялларға яришиду. | |
I Ti | UyCyr | 2:12 | Аялларниң әрләргә тәлим бериши яки улар үстидин һөкүм сүришигә рухсәт қилмаймән. Әксичә улар теч олтирип тәлим алсун, | |
I Ti | UyCyr | 2:14 | Авал шәйтан тәрипидин аздурулған Адәм ата әмәс, бәлки Һава ана болуп, у гуна қилған. | |
Chapter 3
I Ti | UyCyr | 3:1 | «Әгәр бир киши мәсиһийләр җамаитигә йетәкчи болушқа интилсә, у яхши бир вәзипини арзу қилған болиду» дегән бу сөз һәқтур. | |
I Ti | UyCyr | 3:2 | Җамаәт йетәкчиси болса, әйиплинидиған тәрипи болмиған, аялиға садиқ, өзини тутувалған, еғир бесиқ, һөрмәткә сазавәр, меһмандост, башқиларға Худа тоғрисида тәлим берәләйдиған болуши, | |
I Ti | UyCyr | 3:3 | шундақла һарақкәш вә зораван болмаслиғи, хуш пеил, гәп талашмайдиған, өзини мал-дунияға урмайдиған киши болуши, | |
I Ti | UyCyr | 3:4 | өз аилисини яхши башқуралайдиған болуши, пәрзәнтлирини вә ата-анисиға һөрмәт билән бойсунидиған қилип тәрбийиләләйдиған киши болуши керәк. | |
I Ti | UyCyr | 3:5 | Чүнки өз аилисини башқурушни билмәйдиған киши Худаниң җамаитиниң һалидин қандақму хәвәр алалисун? | |
I Ti | UyCyr | 3:6 | Җамаәт йетәкчиси йеңи мәсиһийләрдин болмаслиғи керәк. Әгәр ундақ болса, у тәкәббурлишип кетиши мүмкин. Буниң билән уму шәйтанға охшаш тәкәббурлашқанлиғи үчүн Худаниң сориғиға учрайду. | |
I Ti | UyCyr | 3:7 | У җамаәтниң сиртидиму һөрмәткә сазавәр болуши керәк. Шундақ болғанда, башқилар уни әйипләлмәйду вә шәйтанму уни алдам халтисиға чүширәлмәйду. | |
I Ti | UyCyr | 3:8 | Худди җамаәтниң йетәкчилиригә охшаш, җамаәтниң хизмәтчилириму есил-пәзиләтлик, сәмимий гәп қилидиған, һарақ-шарапқа берилмәйдиған, мал-дунияға тамахор болмайдиған кишиләрдин болуши, | |
I Ti | UyCyr | 3:9 | пак виждани билән ишәнчниң чоңқур һәқиқитидә чиң туралайдиған кишиләрдин болуши лазим. | |
I Ti | UyCyr | 3:10 | Бундақ адәмләрни алди билән синап көрүп, әйиплинидиған тәрәплири болмиса, андин вәзипигә қоюш керәк. | |
I Ti | UyCyr | 3:11 | Худди шуниңдәк, бу хизмәтчиләрниң аяллириму есил-пәзиләтлик, питнә-пасат қилмайдиған, өзини тутувалған вә һәр қандақ ишта ишәнчлик болғанлардин болуши лазим. | |
I Ti | UyCyr | 3:12 | Хизмәтчиләр өз аялиға садиқ, өз пәрзәнтлири вә өз аилисини яхши башқуридиған кишиләрдин болсун. | |
I Ti | UyCyr | 3:13 | Җамаәт ичидә өз вәзиписини яхши орунлиған хизмәтчиләр башқиларниң һөрмитигә сазавәр болиду, уларниң Әйса Мәсиһкә ишиништики ишәнчиму зор ашиду. | |
I Ti | UyCyr | 3:15 | Әгәр мән йениңға вақтида баралмисам, бу хетим саңа Худаниң аилиси ичидә қандақ яшаш керәклигини көрситип бериду. Бу аилә болса, мәңгү һаят Худаға мәнсүп болған мәсиһийләр җамаитидур. Бу җамаәт һәқиқәтниң түврүги вә асасидур. | |
Chapter 4
I Ti | UyCyr | 4:1 | Муқәддәс Роһ шуни бизгә очуқ ейтидуки, ахир заманда бәзиләр ишәнчтин тенип, һелигәр җинлар вә уларниң сахта тәлимлиригә әгишиду. | |
I Ti | UyCyr | 4:2 | Бундақ тәлимләр виждани йоқап кәткән ялғанчи сахтипәзләр тәрипидин дунияға тарқилиду. | |
I Ti | UyCyr | 4:3 | Бу ялғанчилар некалинишни вә бәзи йемәкликләрни истимал қилишни мәнъий қилиду. Һалбуки, бу йемәкликләрни Худа Өзигә ишәнгән һәм һәқиқәтни билидиғанларниң шүкүр ейтип қобул қилиши үчүн яратқан. | |
I Ti | UyCyr | 4:4 | Худа яратқан һәммә нәрсә яхшидур. Уларниң һеч қайсиси чәкләнгән әмәс, уларни шүкүр ейтип қобул қилса болиду. | |
I Ti | UyCyr | 4:6 | Бу несиһәтләрни қериндашлириңниң ядиға салсаң, Әйса Мәсиһниң яхши хизмәткари болған болисән. Шундақла сениң өзәң әгәшкән ишәнч тоғрисидики һәқиқәт вә тоғра тәлимләр билән озуқланғанлиғиң аян болиду. | |
I Ti | UyCyr | 4:7 | Худаниң һәқиқитини бурмилайдиған бемәна әпсаниләрни рәт қилип, өзәңни садақәтмәнлик йолида йетилдүргин. | |
I Ti | UyCyr | 4:8 | Бәдәнни йетилдүрүшниң пайдиси бар, әлвәттә. Лекин садақәтмәнликни йетилдүрүшниң пайдиси техиму көптур. Чүнки у бу дуния вә у дуниядики һаят үчүн бәхит елип келиду. | |
I Ti | UyCyr | 4:10 | Буниң үчүн әҗир сиңдүрүватимиз вә күрәш қиливатимиз, чүнки үмүтүмизни пүткүл инсанниң, болупму мәсиһийләрниң Қутқазғучиси — мәңгү һаят Худаға бағлидуқ. | |
I Ti | UyCyr | 4:12 | Башқилар сени яш дәп саңа сәл қаримисун. Сән сөзлириңдә, әмәлиятиңда, меһир-муһәббәт, ишәнч вә паклиқта мәсиһийләргә үлгә бол. | |
I Ti | UyCyr | 4:13 | Мән сени йоқлап барғичә, өзәңни җамаәткә Муқәддәс Язмилар оқуп бериш, несиһәт қилиш вә тәлим беришкә беғишлиғин. | |
I Ti | UyCyr | 4:14 | Муқәддәс Роһ саңа ата қилған қабилийәткә бепәрвалиқ қилма. Бу қабилийәт Худаниң пәйғәмбәрлик сөзи вә җамаәт йетәкчилириниң қоллириниң учаңға қоюлиши арқилиқ саңа берилгән. | |
I Ti | UyCyr | 4:15 | Шуниң үчүн бу ишларни җан-дилиң билән қил. Өзәңни уларға шундақ беғишлиғинки, һәммә киши сениң алға басқанлиғиңни көрсун. | |
Chapter 5
I Ti | UyCyr | 5:1 | Йеши чоң әрләр хаталиқ өткүзсә, уларни қаттиқ әйиплимигин, әксичә уларға атаңни һөрмәтлигәндәк һөрмәт билән несиһәт бәргин. Шуниңдәк, яш әрләргә өз қериндашлириңға муамилә қилғандәк муамилә қил. | |
I Ti | UyCyr | 5:2 | Йеши чоң аялларға анаңға муамилә қилғандәк муамилә қил. Яш аялларғиму сиңиллириңға муамилә қилғандәк пак қәлб билән муамилә қил. | |
I Ti | UyCyr | 5:3 | Ери өлүп кәткән, һәқиқий муһтаҗлиқта қалған тул аялларни һөрмәтләп, уларниң һалидин хәвәр ал. | |
I Ti | UyCyr | 5:4 | Лекин тул аялларниң пәрзәнтлири яки нәврилири болса, у пәрзәнтләр алди билән өз аилисидин хәвәр елип ишәнчини әмәлиятқа маслаштуруш арқилиқ өз ата-анисиниң әҗрини яндурсун. Чүнки бу Худани хурсән қилиду. | |
I Ti | UyCyr | 5:5 | Ери өлүп кәткән егә-җақисиз тул аяллар үмүтини Худаға бағлиған болуп, улар кечә-күндүз дуа-тилавәттә болиду. | |
I Ti | UyCyr | 5:6 | Лекин ери өлүп кәткән һөзүр-һалавәт үчүнла яшайдиған тул аяллар һаят болсиму, роһий җәһәттә бәри бир өлгәнгә һесап. | |
I Ti | UyCyr | 5:7 | Мәсиһийләрниң башқилар тәрипидин әйиплинидиған әһвалға чүшүп қалмаслиғи үчүн, сән җамаәткә бу ишлар тоғрисида тәрбийә бәргин. | |
I Ti | UyCyr | 5:8 | Бир киши өз туққанлириға, болупму аилисидикилиригә қаримиса, у Әйса Мәсиһтин танған дәп қарилип, һәтта ишәнмәйдиғанларчиликму болалмайду. | |
I Ti | UyCyr | 5:9 | Мәсиһийләр җамаитидә ярдәм беридиған, ери өлүп кәткән тул аялларни тизимлиғанда, улар чоқум өз еригә садиқ болған болуши вә йеши атмиштин жуқури болуши керәк. | |
I Ti | UyCyr | 5:10 | Улар йәнә яхшилиқлири билән тонулған болуши, йәни балилирини яхши тәрбийиләп чоң қилған, меһмандост, кәмтарлиқ билән мәсиһийләрниң хизмитидә болған, қийинчилиқта қалғанларға ярдәм қилған вә өзини һәр хил хәйир-сахавәт ишлириға беғишлиған аяллардин болуши керәк. | |
I Ti | UyCyr | 5:11 | Ери өлүп кәткән яш тул аялларни тизимлима, чүнки бундақ аялларниң җисманий җәһәттики арзулири Әйса Мәсиһкә болған садиқлиғини бесип кәлсә, улар қайта некалинишни арзу қилип, мәсиһийләр җамаитидики хизмитини давамлаштурушни халимайду. | |
I Ti | UyCyr | 5:13 | Улар йәнә һорунлуқни адәт қиливелип, өйму-өй доқурап жүрүп, ғевәт қилип, башқиларниң ишлириға арилишивалидиған валақтәккүрләрдин болуп қелиши мүмкин. | |
I Ti | UyCyr | 5:14 | Шуниң үчүн бундақ яш тул аялларниң некалинип, пәрзәнт көрүп, өй ишлири билән шуғуллинишини несиһәт қилимән. Шундақ қилғанда, бизгә қарши турғучиларда һәр қандақ питнә-иғва тарқитиш пурсити болмайду. | |
I Ti | UyCyr | 5:15 | Бундақ дейишимдики сәвәп, бәзи тул аяллар аллибурун ишәнчидин чәтнәп, шәйтанниң кәйнигә кирип кәтти. | |
I Ti | UyCyr | 5:16 | Әгәр ишәнчи бар бир аялниң тул қалған туққанлири болса, у уларға ярдәм бәрсун, жүкни мәсиһийләр җамаитигә иштирип қоймисун. Шундақ болғанда, җамаәт һәқиқий егә-җақисиз қалған тул аялларға ярдәм қилалайду. | |
I Ti | UyCyr | 5:17 | Мәсиһийләр җамаитини яхши башқуридиған йетәкчиләр, болупму Худаниң сөзини йәткүзүш вә тәлим бериштә әҗир сиңдүргән кишиләр чоқум чоңқур һөрмәткә сазавәр болуши вә униңға лайиқ һәқ елиши керәк. | |
I Ti | UyCyr | 5:18 | Чүнки Муқәддәс Язмиларда: «Хаман тәпкән өкүзниң ағзини боғма», «Ишчи өз һәққини елишқа һәқлиқтур», дейилгән. | |
I Ti | UyCyr | 5:19 | Икки яки үч гувачи болмиғичә җамаәтниң йетәкчиси үстидин қилинған әризини қобул қилма. | |
I Ti | UyCyr | 5:20 | Әгәр у гуна қилған болса, башқиларниңму буниңдин ибрәт елиши үчүн, җамаәт алдида әйипләнсун. | |
I Ti | UyCyr | 5:21 | Худаниң, Әйса Мәсиһниң вә Худа таллиған периштәләрниң алдида саңа шуни буйруймәнки, сән бу сөзлиримгә қәтъий әмәл қил. Айримчилиқ қилма, һәр қандақ ишта бир тәрәпкә ян басма. | |
I Ti | UyCyr | 5:22 | Бирәвниң учисиға қолуңни қоюп, уни йетәкчилик вәзиписигә тайинлашқа алдирап кәтмә, болмиса униң гуналириға шерик болуп қелишиң мүмкин. Өзәңни пак тутқин. | |
I Ti | UyCyr | 5:23 | (Ашқазиниңниң яхши болмиғанлиғи, шундақла дайим кесәл болуп қалидиғанлиғиң үчүн, сула ичмәй, бир аз шарапму ичип бәргин.) | |
I Ti | UyCyr | 5:24 | Бәзи кишиләрниң гуналирини асанла көрүвалғили болиду һәм уларниң чоқум сораққа тартилиши ениқ, лекин бәзи кишиләрниң гуналири болса, кейин ашкарә болиду. | |
Chapter 6
I Ti | UyCyr | 6:1 | Қул мәсиһийләрниң һәммиси өз ғоҗайинлирини һөрмәтлисун. Шундақ қилғанда, Худаниң нами вә Худадин кәлгән тәлимниң күпүрлүккә учрап қелишидин сақланғили болиду. | |
I Ti | UyCyr | 6:2 | Ғоҗайинлириму мәсиһий болса, қуллар: «Биз һәммимиз Худаниң аилисидики қериндашларғу», дәп уларға һөрмәтсизлик қилмисун. Әксичә ғоҗайинлириға техиму яхши хизмәт қилсун. Чүнки уларниң яхши хизмитидин һөзүрлинидиған ғоҗайинлар дәл Худаниң яхши көридиған бәндилиридур. Сән мәсиһийләргә бу тәлимләрни үгәткин вә тапилиғин. | |
I Ti | UyCyr | 6:3 | Охшимайдиған тәлимләрни тәрғип қилған киши Рәббимиз Әйса Мәсиһниң һәқ сөзлирини, шундақла Униң бизни садақәтмәнликкә йетәкләйдиған тәлимини қобул қилмиған болиду. | |
I Ti | UyCyr | 6:4 | Бундақ кишиләр тәкәббур, һеч немә чүшәнмәйдиған кишиләрдур. Улар ғоға чиқириш вә гәп талишишқа интайин амрақ. Бундақ ишлар башқиларниң арисида көрәлмәслик, җедәл-маҗра, төһмәт, гуманхорлуқ | |
I Ti | UyCyr | 6:5 | һәм дайимлиқ сүркилиш кәлтүрүп чиқириду. Бу кишиләрниң нийити бузуқ болуп, һәқиқәттин мәһрум болған. Уларниң нәзәридә садақәтмәнлик пәқәтла бир тапавәт йолидур, халас. | |
I Ti | UyCyr | 6:9 | Бай болушнила ойлайдиғанлар болса, һаман аздурулуп кетиду, улар инсанларни қурутуп һалак қилидиған нурғун зиянлиқ һәм әхмиқанә һәвәсләрниң ториға чүшүп кетиду. | |
I Ti | UyCyr | 6:10 | Чүнки пулпәрәслик һәр хил яманлиқниң йилтизидур. Бәзиләр бай болуш һәвәси билән ишәнчидин чәтнәп, өзигә түгимәс азап тепивалиду. | |
I Ti | UyCyr | 6:11 | Әй Худаниң садиқ бәндиси, сән бундақ ишлардин жирақ тур. Һәққанийлиқ, садақәтмәнлик, ишәнч, меһир-муһәббәт, сәвир-тақәт вә мулайимлиқни издә. | |
I Ti | UyCyr | 6:12 | Ишәнч йолида улуқ күрәшләрни қил. Худа ата қилған мәңгүлүк һаятни қәдирлә. Сән буниң үчүн чақирилдиң һәм нурғунлиған гувачилар алдида бу мәңгүлүк һаятни аллибурун очуқ етирап қилдиң. | |
I Ti | UyCyr | 6:13 | Һәммигә һаятлиқ бәргүчи Худаниң, шундақла Понтий Пилатусқа жүрәклик һалда улуқ һәқиқәт тоғрисида гувалиқ бәргән Әйса Мәсиһниң алдида саңа шуни тапилаймәнки, | |
I Ti | UyCyr | 6:14 | Рәббимиз Әйса Мәсиһ қайта кәлгичә, Худаниң бу әмирлиригә толуқ әмәл қил, буниң билән һеч ким сени әйипләлмисун. | |
I Ti | UyCyr | 6:15 | Мәдһийиләшкә мунасип болған бирдин-бир Һөкүмран, йәни падишаларниң Падишаси, рәбләрниң Рәбби, бирдин-бир мәңгү өлмәс, адәм йеқинлишалмайдиған нур ичидә яшайдиған, һеч ким көрмигән вә көрәлмәйдиған Худа вақит-саати кәлгәндә, Әйса Мәсиһни қайта әвәтиду. Барлиқ һөрмәт вә күч-қудрәт Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин! | |
I Ti | UyCyr | 6:16 | Мәдһийиләшкә мунасип болған бирдин-бир Һөкүмран, йәни падишаларниң Падишаси, рәбләрниң Рәбби, бирдин-бир мәңгү өлмәс, адәм йеқинлишалмайдиған нур ичидә яшайдиған, һеч ким көрмигән вә көрәлмәйдиған Худа вақит-саати кәлгәндә, Әйса Мәсиһни қайта әвәтиду. Барлиқ һөрмәт вә күч-қудрәт Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин! | |
I Ti | UyCyr | 6:17 | Бу дунияда бай болғанларға мәғрурланмаслиқни, өткүнчи байлиққа үмүт бағлимаслиқни буйриғин. Улар үмүтини биз һөзүрлинишкә тегишлик һәммини бизгә мәртлик билән бәргүчи Худаға бағлисун. | |
I Ti | UyCyr | 6:18 | Уларға башқиларға яхшилиқ қилишни вә хәйир-сахавәтлик ишларни көп қилишни, мәрт вә қоли очуқ болушни буйруғин. | |
I Ti | UyCyr | 6:19 | Бундақ қилғанда, улар һәқиқий һаятқа еришиш үчүн келәчәктә өзлиригә пухта асас болидиған бир ғәзнә топлалайду. | |
I Ti | UyCyr | 6:20 | Әй Тимотий, саңа аманәт қилинған бу тәлимләрни яхши сақла. Худаға болған садақәтмәнликкә, мунасип кәлмәйдиған қуруқ гәпләрдин һәм бемәна билимни билим дегүчиләрниң талаш-тартишлиридин сақлан. | |