Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
SONG OF SOLOMON
Up
1 2 3 4 5 6 7 8
Chapter 1
Song UyCyr 1:1  Бу нәзмә Сулайманға мәнсүптур, Дуниядики әң есил нәзмидур. Отлуқ ләвлириңдә сөйгин сән мени, Шараптин шерин билимән муһәббитиңни.
Song UyCyr 1:2  Әтириңдин чечилар хуш пурақлар, Шөһритиң пурақлиқ майдәк тарқилар, Шуңа сени сөйиду қизлар.
Song UyCyr 1:3  Җүр, қачайли, елип кәт мени, Еһ падишайим, елип киргин һоҗраңға мени. Ей падишайимиз, Шатлинимиз хошал болуп сениңдин, Сөйгүңни махтаймиз артуқ шараптин. Һәҗәплинәрлик әмәстур қизларниң сени сөйүши, Һәқлиқтур уларниң саңа ашиқ болуши.
Song UyCyr 1:4  Әй Йерусалим қизлири, гөзәлдурмән қара болсамму, Қедар хәлқиниң чедирлиридәк қара болсамму, Чирайлиқмән Сулайманниң пәрдилиридәк.
Song UyCyr 1:5  Һәйран болмаңлар өңүмгә қарап, Қарилиғимдин қаримайсиләр бәлким маңа, Чүнки терилирим көйгәндур аптапта. Аччиқлинип маңа акилирим, Ишләтти мени үзүмзарлиқта, Пурсәт бәрмәй қарашқа өз беғимға.
Song UyCyr 1:6  Әй сөйүмлүгүм, ейтқина маңа, Қойлириңни отлитисән қәйәрләрдә? Қәйәрдә дәм алдурисән чиңқи чүш мәзгилидә? Ейтмисаң издәймән сени уятсиз аяллардәк. Достлириңниң падилири отлиған йәрләрдә.
Song UyCyr 1:7  Әй гөзәлләрниң гөзили, Һәҗәва, билмәмсән у йәрни? Ундақта падамниң изидин меңип, Падичилар чедириниң йенида баққайсән өшкилириңни.
Song UyCyr 1:8  Еһ амриғим, Охшайсән Пиръәвнниң җәң атлири арисидики байталға.
Song UyCyr 1:9  Нәқәдәр гөзәл һалқилириң пақиришидин мәңизлириң, Нәқәдәр чирайлиқ үнчә-маҗан асқан боюнлириң.
Song UyCyr 1:10  Мән саңа күмүчтин көзләр қоюлған, Алтундин зебу-зенәт ясап беримән.
Song UyCyr 1:11  Падишайим ямпашлап ятқинида, Хушбой әтирлирим һидини чачатти әтрапида.
Song UyCyr 1:12  Сөйүмлүгүм мурмәккидәк гоя, Қонуп қалар көксилирим арисида.
Song UyCyr 1:13  Қәдирлигим хенә гүлидур гоя, Ечилған Енгәди үзүмзарлиғида.
Song UyCyr 1:14  Еһ амриғим, чирайлиқсән нәқәдәр, Гөзәлдур көзүң кәптәр кәби шу қәдәр.
Song UyCyr 1:15  Еһ ашиғим, сән нәқәдәр қамәтлик, Сән нәқәдәр сөйүмлүк, Көрпимиздур йешил чимәнлик.
Song UyCyr 1:16  Кедирдин ясалғандур өгүзимизниң лимлири, Арчидур униңға йепилған василири.
Chapter 2
Song UyCyr 2:1  Мән гоя бир явайи гүлмән ечилған далада, Аддийғинә бир чечәкмән өскән гоя җилғида.
Song UyCyr 2:2  Турар мениң амриғим қизлар ара, Чечәклигән қизилгүлдәк тикән ара.
Song UyCyr 2:3  Турар мениң ашиғим жигитләр арисида, Худди өскән алма дәриғидәк орман ара. Шерин тетийду униң мевиси маңа, Дилим яйрайду олтарсам сайисида.
Song UyCyr 2:4  У башлап мени меһманханисиға, Ләпилдәтти сөйгү туғини бешимда.
Song UyCyr 2:5  Кишмиш билән қувәт бәр маңа, Алма билән роһландур мени, Чүнки һалсиз болдум ишқи отуңда.
Song UyCyr 2:6  Бешим астида униң сол қоли, Оң қолида қучақлар мени.
Song UyCyr 2:7  Еһ Йерусалим қизлири, Өтүнәй силәрдин, Ойғатмаңлар даладики мараллар вә җәрәнләрни, Вақти кәлмигичә қозғатмаңлар муһәббәтни.
Song UyCyr 2:8  Аңлаватимән ашиғимниң авазини! Қара, у келиватиду ешип тағлардин, Ойнап өтүп идирлардин.
Song UyCyr 2:9  Ашиғим худди җәрән, кейиктәк Өйүмниң әтрапида жүриду. У деризиләрдин қарайду, Көзнәкләрдин марайду.
Song UyCyr 2:10  «Тур орнуңдин амриғим, җүр кәйнимдин гөзилим», Дәйду маңа ашиғим,
Song UyCyr 2:11  «Мана, қиш өтти, Ямғур пәслиму кәтти.
Song UyCyr 2:12  Далалар гүл-чечәккә пүркәнди, Нахшилар җараңлайдиған пәйт кәлди, Қушлар вичирлишип сайрашмақта.
Song UyCyr 2:13  Әнҗирләр пишмақта шахлирида, Ғол үзүмләр чечәкләп, пурақ чачмақта. Тур орнуңдин амриғим, җүр кәйнимдин гөзилим».
Song UyCyr 2:14  Йошурунувалдиң кәптирим қиядики далдиға, Мөкүвалдиң қорам ташниң йериқлириға. Көрсәткинә җамалиңни, аңлай сениң авазиңни, Чүнки шерин авазлириң, йеқимлиқтур чеһрилириң.
Song UyCyr 2:15  Тутувалғин чилбөриләрни, Бағни бузидиған чилбөриләрни, Чүнки чечәклиди үзүмлиримиз.
Song UyCyr 2:16  Ашиғим мәнсүптур маңа, мәнму униңға, У һөзүрлинәр қизилгүлләр арисида.
Song UyCyr 2:17  Түн кетип, таң атқичә, Еһ ашиғим кетивалғин! Худди җәрән, буғидәк тезлик билән Сәкрәп егиз тағлардин өтүвалғин.
Chapter 3
Song UyCyr 3:1  Орнумда йетип, кечичә Интизар болдум ашиғимға, Лекин у кәлмиди өйүмгә.
Song UyCyr 3:2  Орнумдин туруп, айлинай шәһәрни, Арилап һәммә коча, мәйданни, Издәй әнди ашиғимни. Шунчә издидим, лекин тапалмидим задила уни.
Song UyCyr 3:3  Җесәкчиләр мени көрүп тохтиди, Соридим мән улардин: — Көрдүңларму ашиғимни?
Song UyCyr 3:4  Улардин айрилипла таптим ашиғимни. Қоюп бәрмидим қучағлап уни, Таки әкирмигичә анамниң өйигә — Маңа һамилдар болған анамниң бөлмисигә.
Song UyCyr 3:5  Еһ Йерусалим қизлири, Өтүнәй силәрдин, Ойғатмаңлар даладики мараллар вә җәрәнләрни, Вақти кәлмигичә ойғатмаңлар муһәббәтни.
Song UyCyr 3:6  Ким у чөл тәрәптин келиватқан чаң тозутуп, Мурмәкки вә мәстикиниң һидини пуритип, Ипар-әнбәр карвининиң хуш һидини тарқитип?
Song UyCyr 3:7  Қараңлар, у Сулайманниң тәхтираванидур, Уни қоғдап келиватқан атмиш палван Исраилларниң әң мунәввәр батурлиридур.
Song UyCyr 3:8  Уларниң һәммиси янлириға қилич асқан, Қилич билән җәң қилишқа маһирлардур. Кечидики тәсадипи қорқутушларға Өткүр қиличи билән тәйярдур.
Song UyCyr 3:9  Сулайман ясатқан бу тәхтираван, Ливанниң кедиридин ясилипту.
Song UyCyr 3:10  Униң хадилири күмүчтин, Йөләнчүги алтундин ясилипту. Сөсүн рәхттин көрпә селинип, Ичи Йерусалим қизлири тәрипидин Муһәббәт билән безилипту.
Song UyCyr 3:11  Әй Йерусалим қизлири, Чиқип қарап беқиңлар Сулайман падишаға! Туриду у, тойи болған, көңли шатланған, Аниси униңға таҗини кийдүргән күнидики қияпәттә.
Chapter 4
Song UyCyr 4:1  Еһ гөзәл сөйүмлүгүм, Гөзәлдүрсән неманчә! Кәптәр кәби гөзәл көзлүгүм, көрдүм сениң Көзлириңни чүмбилиңниң кәйнидә. Гилад теғидин ойнақлап чүшүватқан өшкиләрдәк, Долқунлайду қара, бостан чачлириң шунчә.
Song UyCyr 4:2  Чишлириң бир топ қойдур йеңи қирқип, жуюлған, Кам-котисиз җүп-җүп болуп, қатириға тизилған.
Song UyCyr 4:3  Нәқәдәр гөзәл сениң еғизлириң, Ләвлириң гоя қип-қизил ипәк рәхттәк. Чүмбилиңдә йошурған мәңизлириң Қизарғандур худди анарниң данисидәк.
Song UyCyr 4:4  Бойнуң охшар Давутниң мунариға, Намайән қилғандур у шәривиңни. Сансиз қалқан есилғандур униңға, Батурларниң қуралидур һәммиси.
Song UyCyr 4:5  Икки көксүң охшар икки кейик балисиға, Отлап жүргән явайи гүлләр арисида.
Song UyCyr 4:6  Түн кетип, таң атқичә, Чиқип турай мурмәкки теғиға, Мәстики пуриғиға толған дөңләргә.
Song UyCyr 4:7  Әй амриғим, гөзәлдурсән нәқәдәр, Сәндә йоқтур һечбир нуқсан, хусур.
Song UyCyr 4:8  Әй мәһбубәм, биллә кетәйли Ливандин, Мән билән биллә кәткин бу йәрдин, Аманаһ, Синир, Хәрмон чоққилиридин, Шир вә илпизларниң угилиридин.
Song UyCyr 4:9  Жүригимни әсир қилдиң қериндишим, Ләп қилип маңа бир қаришиңда. Мәптун қилдиң көңлүмни мәһбубәм, Бойнуңдики марҗиниңниң данисида.
Song UyCyr 4:10  Әй қериндишим, нәқәдәр шерин муһәббитиң, Әй мәһбубәм, шараптинму шериндур шунчә. Һечбир әтир пуримас сән ишләткән әтирчә.
Song UyCyr 4:11  Ләвлириң һәсәлдур җеним, гоя һәрә угисидәк, Худди тилиңниң астиға қаймақ, һәсәл йошурғандәк. Кийимлириң пурақлиқтур худди Ливанниң хуш пуриғидәк,
Song UyCyr 4:12  Печәтләнгән бир бағдурсән қериндишим, Етиқ қудуқ, йепиқлиқ булақтурсән мениң җеним.
Song UyCyr 4:13  Бейиштәк бир бағдурсән анири болған, Есил мевә, хенә, сумбул,
Song UyCyr 4:14  Зәпәр, ипар, коламус, қовзақдарчин, Һәрхил исриқ дәрәқләр, Мурмәкки, муәттәрләр вә Әң есил дора-дәрмәкләргә лиқ толған.
Song UyCyr 4:15  Бағдики булақтурсән сулири сап, Ақисән Ливан тағлиридин шақирап.
Song UyCyr 4:16  Ойған, әй шимал шамили, Сәнму кәл, әй җәнуп шамили, Учуп өтсәң әгәр үстүмдин, Чечилар бағчамдин хуш пурақ. Ашиғим келип өз беғиға, Йесун есил мевилирини бағлап иштияқ.
Chapter 5
Song UyCyr 5:1  Кирдим өз беғимға, Әй мәһбубәм — җеним сиңлим, Жиғай әнди мурмәкки тетитқулиримни, Һәрә угиси билән йәй һәсилимни, Ичәй шарап вә сүтлиримни. Әй ашиқлар, йәңлар тойғичә, Муһәббәттин ичиңлар қанғичә.
Song UyCyr 5:2  Уйқида едим, лекин ойғақ еди көңлүм, Аңлидим сөйүмлүгүмниң авазини, Мана, у қақти ишикни! Ишикни ач сиңлим — амриғим, Еһ мениң пак кәптирим. Шәбнәм чүшүп бешимға, Кечидә һөл болди чечим.
Song UyCyr 5:3  Селивәткән едим кийимлиримни, Кийәй йәнә қандақму уни? Жуған едим путлиримни, Булғай йәнә қандақму уни?
Song UyCyr 5:4  Ашиғим ишикниң төшүгидин тиқти қолини, Өртиди бир от жүрәк-бағримни.
Song UyCyr 5:5  Ишикни ачмақ болдум ашиғимға. Тамди мурмәкки қоллиримдин, Ишикниң тутқучини тутқинимда.
Song UyCyr 5:6  Ишикни ачтим сөйүмлүгүмгә, Бирақ у йоқ еди ишик түвидә, Роһсизландим у кәткәчкә. Издидим уни, бирақ тапалмидим, Чақирдим, бирақ җавап алалмидим.
Song UyCyr 5:7  Шәһәрдики җесәкчиләр көрүп мени, Уруп яриландурди тенимни, Улар елип қачти ормилимни.
Song UyCyr 5:8  Әй Йерусалим қизлири, өтүнәй силәрдин, Ашиғимни көрсәңлар ейтип қоюңлар, Мени униң ишқи отида кавап дәңлар.
Song UyCyr 5:9  Ейтқина әй, гөзәлләрниң гөзили, Сән бизгә шәрт қойғудәк, Ашиғиң башқилардин артуқмикин, Униң башқилардин артуқ тәрипи бармикин?
Song UyCyr 5:10  Ашиғимниң икки мәңзи қип-қизил, пақирап турар, Түмән-миңлар арисида худди туғдәк алаһидә турар.
Song UyCyr 5:11  Сап алтундәк нурға толған башлири, Қап-қаридур қузғун кәби униң бөдүр чачлири.
Song UyCyr 5:12  Худди булақ бойидики кәптәрдәк, Сүткә чиланған гөһәрдәк чақнар униң көзлири.
Song UyCyr 5:13  Хушбой гия терилған гүлзар кәби мәңизлири, Қизилгүлгә охшар мурмәкки сүрүлгән ләвлири.
Song UyCyr 5:14  Кәһрива қоюлған алтундур униң биләклири, Көк яқутта безәлгән пил чишидур бойлири.
Song UyCyr 5:15  Йотилири худди мәрмәр түврүктур алтун үстигә тикләнгән, Қамити Ливан теғидур, кедир дәрәқлири көркәм, һәйвәт көрүнгән.
Song UyCyr 5:16  Униң еғизи бәкму шерин, Һәр җәһәттин мәптун қилар адәмни. Әй Йерусалим қизлири, Бу мениң қәдирлигим, билип қелиңлар һәмрайимни.
Chapter 6
Song UyCyr 6:1  Ейтқина, әй гөзәлләрниң гөзили, Ашиғиң кәтти қайси тәрәпкә? Саңа биз издишип берәйли биргә.
Song UyCyr 6:2  Ашиғим кәтти өзиниң гүлзариға, Дора өсүмлүк беғида һөзүрлинишкә, У йәрдин қизилгүлләрни жиғишқа.
Song UyCyr 6:3  Мәнсүптурмән ашиғимға, уму маңа, Һөзүрлинәр у қизил гүлләр арисида.
Song UyCyr 6:4  Әй сөйүмлүгүм, гөзәлдурсән Тирзаһ шәһиридәк, Йеқимлиқсән Йерусалимдәк, Һәйвәтликсән туғ көтәргән қошундәк.
Song UyCyr 6:5  Қаравәрмә, елип қачқин көзүңни, Мәптун болуп қалмақтимән сениң шәһла көзүңгә. Гилъад теғидин ойнақлап чүшүватқан өшкиләрдәк, Долқунлайду қара, бостан чачлириң шунчә.
Song UyCyr 6:6  Чишлириң бир топ қойдур йеңи қирқип, жуюлған, Кам-котисиз җүп-җүп болуп, қатириға тизилған.
Song UyCyr 6:7  Чүмбилиңдә йошурған мәңизлириң, Қизарғандур худди анарниң данисидәк.
Song UyCyr 6:8  Бардур шаһниң атмиш ханиш-аяли, Сансизлиған кенизәк, сәксән тоқили.
Song UyCyr 6:9  Лекин мениң көңлүмдә пәқәт сәнла. Мәшуғум мениң пак кәптиримдур, У анисиниң әркисидур, У анисиниң әң қәдирданидур. Һәммә қизлар уни көрсә даңлишар, Ханиш вә тоқалларму махтишар:
Song UyCyr 6:10  «Кимдур у Таң сәһәрдәк парлиған, Гөзәл айдәк чақниған, Иллиқ қуяштәк йоруған, Юлтузлардәк һәйвәт болуп көрүнгән?»
Song UyCyr 6:11  Киргән едим яңақлиққа, Көрәрмәнму дәп җилғидики чечәкләрни, Жумран үзүм бихлири, анарниң чечәклирини.
Song UyCyr 6:12  Һаяҗандин чөмдүм хошаллиқ дәриясиға Худди олтурғандәк хан җамаити һарвусиға.
Chapter 7
Song UyCyr 7:1  Әй шуламлиқ қиз, қайтип кәлгин аримизға, Йәнә бир қетим зәң селип бақайли саңа. Нә сәвәвидин зәң селип, қаримақчи боп қалдиңлар шуламлиқ қизға, Икки қатар қизлар арисида уссул ойнаватқан униңға.
Song UyCyr 7:2  Әй мәликәм, Нәқәдәр гөзәл-һә, кепиш кийгән путлириң, Гөһәрдур жумилақ ямпешиң, У бир гөзәл әсиридур уста сәнъәткарниң.
Song UyCyr 7:3  Киндигиң охшар гоя шарап җамиға, Хушбой мәйләр лиқму-лиқ толтурулған. Қосақлириң худди буғдай догисидәк, Пүтүнләй қизилгүлгә оралған.
Song UyCyr 7:4  Икки көксүң гоя икки кейик балиси.
Song UyCyr 7:5  Бойнуң гоя пил чиши мунаридур, Көзлириң худди Пат-Рәббим дәрвазиси йенидики Хәшбун көлчигидур. Қаңша бурнуң гоя Дәмәшққә қарап турған Ливан мунаридур.
Song UyCyr 7:6  Бешиң гоя қәд көтәргән Кармәл теғи, Долқунлиған қара чечиң ялтирақ дурдун кәби, Гөзәллигиң әсир қилар һәтта шаһниң қәлбини.
Song UyCyr 7:7  Нәқәдәр омақ, гөзәлсән җеним, Сөйүнүш тапимән сәндин амриғим.
Song UyCyr 7:8  Қамитиң охшар худди пальма дәриғигә, Көксүң охшар униң ғужмәк мевилиригә.
Song UyCyr 7:9  Чиқип пальма дәриғигә, Тутсам дәймән униң ғужмәк мевилирини. Билимән үзүм саплири дәп көксүңни, Пурисам ләззәтлик алма кәби нәписиңни.
Song UyCyr 7:10  Шериндур есил шарап кәби ләвлириң. Сөйүмлүгүм шарап ақсун ичимизгә, Шилдирлап левимиздин левимизгә.
Song UyCyr 7:11  Мәнсүптурмән ашиғимға, Униң иштияқи бардур маңа.
Song UyCyr 7:12  Әй ашиғим, кәл, Етизларға барайли, Хениликләрдә қонуп қалайли.
Song UyCyr 7:13  Сәһәр туруп, сәйлә қилайли үзүмзар ара, Көрүп келәйли үзүм ғоллири бихлаптиму, Гүлләр ечилиптиму, Анарлар чечәкләптиму, Мән шу йәрдә сөйгүмни берәй саңа.
Song UyCyr 7:14  Һиди келәр дора өсүмлүкләрниң, Ишигимиз үстигә тизип қойдуқ мевиләрни, Мевиләрниң бардур кона вә йеңилири, Әй ашиғим сақлидим саңа уларни.
Chapter 8
Song UyCyr 8:1  Еһ, қандақ яхши болар еди, емилдаш акамдәк болған болсаң, Уялмастин сөйсәм едим сени кочида учрап қалсаң, Һечкимму әйипләп жүрмәтти мени.
Song UyCyr 8:2  Башлап кирип сени анамниң өйигә, Анам мени тәрбийилигән шу йәргә, Ичкүзәттим саңа шараптин, Анар шәрбәтлиридин.
Song UyCyr 8:3  Бешим астида униң сол қоли, Оң қолида қучақлар мени.
Song UyCyr 8:4  Өтүнәй силәрдин, әй Йерусалим қизлири, Вақти кәлмигичә ойғатмаңлар муһәббәтни.
Song UyCyr 8:5  Ким у қиз, чөл тәрәптин келиватқан, Йөлинип яриға? Ойғаттим сени алма дәриғи астида, Анаң толғақ йәп шу йәрдә, Туққан еди сени шу җайда.
Song UyCyr 8:6  Қолуңдики мөһүр үзүктәк, Мөһүрләвал мени қәлбиңгә. Муһәббәт күчлүктур өлүмдәк, Ишқ мустәһкәмдур ләһәттәк. Сөйгүниң учқунлири Көйдүрәр оттәк, Қудрәтлик ялқундәк.
Song UyCyr 8:7  Сөйгүни өчүрәлмәс улуқ сулар, Чөктүрәлмәс уни топанлар. Әгәр бири уни сетивалимән десә байлиғиға, Ахир өзи мәсқиригә қалар.
Song UyCyr 8:8  Бар кичик бир сиңлимиз, Техи балағәткә йәтмигән. Сорап кирсә әлчиләр, Биз немә иш қилимиз?
Song UyCyr 8:9  Әгәр у бир сепил болса, Күмүч мунара тикләп уни қоғдайли, Әгәр болса у бир дәрваза, Кедир яғичи билән уни тосайли.
Song UyCyr 8:10  Әсли мән бир сепил едим, Мунаридәк еди көкрәклирим, Мәндин хурсән еди жигитим.
Song UyCyr 8:11  Баал-Хамунда бар еди Сулайманниң үзүмзарлиғи, Үзүмзарлиғини бәрди у иҗаригә, Улар һосулидин бәрмәкчи болушти миң тәңгә.
Song UyCyr 8:12  Миң тәңгә тәвә болсун Сулайманға, Икки йүз тәңгә баққучиға. Мениң үзүмзарим өзәмниңкидур.
Song UyCyr 8:13  Әй бағда олтарған қиз, Достлирим тәқәззадур авазиңни аңлашқа, Интизармән мәнму һәм авазиңни тиңшашқа.
Song UyCyr 8:14  Әй ашиғим, чапсан кәлгин йенимға, Худди җәрән, бөкән кәби қийғитип, Йетип кәлгин хуш пурақлиқ теғимға.