Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
GALATIANS
Up
1 2 3 4 5 6
Chapter 1
Gala UyCyr 1:1  Инсанлар тәрипидин әмәс яки Худаниң инсанларни васитә қилиши арқилиқму әмәс, бәлки Әйса Мәсиһ вә Уни өлүмдин тирил­дүргән Худа Атимиз тәрипидин әлчи болушқа талланған мәнки Павлустин
Gala UyCyr 1:2  вә мән билән биллә туруватқан барлиқ қериндашлардин Галатия өлкисидики мәсиһийләр җамаәтлиригә салам.
Gala UyCyr 1:3  Худа Атимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһ силәргә меһир-шәпқәт вә аманлиқ ата қилғай!
Gala UyCyr 1:4  Әйса Мәсиһ Худа Атимизниң ирадиси бойичә гуналиримиз үчүн Өзини пида қилип, бизни бу яман дуниядин қутқузди.
Gala UyCyr 1:5  Барлиқ шан-шәрәп Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин!
Gala UyCyr 1:6  Әйса Мәсиһ арқилиқ силәргә меһир-шәпқәт көрситип, силәрни Өзигә чақирған Худадин шунчә тез ваз кечип, башқичә бир хил хуш хәвәргә әгишип кетиватқанлиғиңларға һәйранмән.
Gala UyCyr 1:7  Әмәлиятта әгәшкиниңлар һәқиқий Хуш Хәвәр әмәс, бәлки бәзи адәмләрниң силәрни қаймуқтуруп ейтқанлиридур. Улар Әйса Мәсиһ һәққидики Хуш Хәвәрни бурмилимақчи.
Gala UyCyr 1:8  Лекин мәйли аримиздики бири болсун яки асмандин чүшкән периштә болсун, биз силәргә йәткүзгән Хуш Хәвәргә охшимайдиған башқа бир «хуш хәвәрни» йәткүзсә, униңға ләнәт яғсун.
Gala UyCyr 1:9  Бурун ейтқанлиримизни йәнә тәкрарлаймизки, кимду-ким силәргә қобул қилғиниңларға охшимайдиған башқичә бир хил хуш хәвәрни йәткүзсә, униңға ләнәт яғсун!
Gala UyCyr 1:10  Мениң бундақ дейишим инсанларни хурсән қилиш үчүнму? Яқ, мениң бундақ дейишим Худани хурсән қилиш үчүндур. Әгәр мән инсанларни хурсән қилишни истигән болсам, Әйса Мәсиһниң садиқ хизмәткари болмиған болаттим.
Gala UyCyr 1:11  Қериндашлирим, мән йәткүзгән бу Хуш Хәвәрниң кишиләр тәри­пи­дин тоқуп чиқирилмиғанлиғини билишиңларни үмүт қили­мән.
Gala UyCyr 1:12  Мән бу Хуш Хәвәрни инсандин қобул қилғиним яки бирәр кишидин үгәнгиним йоқ. Бәлки Әйса Мәсиһ бу Хуш Хәвәрни маңа аян арқилиқ йәткүзгән.
Gala UyCyr 1:13  Силәр мениң илгири йәһудий диниға етиқат қилған вақтимда қандақ һаят кәчүргәнлигимни аңлиған едиңлар. Мән у чағда Худаға мәнсүп болған мәсиһийләр җамаитигә әшәддий зиянкәшлик қилған вә уларни йоқитиветишкә тиришқан едим
Gala UyCyr 1:14  һәм йәһудий диний йолида нурғун тәңтушлиримдин хелила алдида тураттим. Әҗдатлири­мизниң әнъәнилирини қоғдашта пүтүн вуҗудум вә қизғинлиғим билән ишләттим.
Gala UyCyr 1:15  Лекин Худа мени анамниң қосиғидики вақтимдила таллиди вә Өзиниң меһир-шәпқити билән чақирди.
Gala UyCyr 1:16  У мениң Өз Оғли Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәрни йәһудий әмәсләргә йәткүзүшүм үчүн, Әйса Мәсиһни маңа ашкарилашни халиди. Худа Уни маңа ашкарилиған чағда, мән бу иш тоғрилиқ һеч қандақ киши билән мәслиһәтләшмидим
Gala UyCyr 1:17  һәм Йерусалимдики мәндин илгири әлчи болғанларниң йениғиму бармай, удул Әрәпстанға атландим, кейин Дәмәшқ шәһиригә қайтип кәлдим.
Gala UyCyr 1:18  Үч жилдин кейин әлчи Петрус билән көрүшүш үчүн Йеруса­лимға бардим вә униң йенида он бәш күн турдум.
Gala UyCyr 1:19  Бу җәриянда әлчиләрдин пәқәт Петрус вә Рәббимиз Әйсаниң иниси Яқуп билән көрүштим. Әлчиләрдин башқа бирәрсини көрмидим.
Gala UyCyr 1:20  Худа гува болсунки, силәргә йезиватқанлирим ялған әмәс.
Gala UyCyr 1:21  Кейин Сурийә вә Киликийә өлкилиригә бардим.
Gala UyCyr 1:22  У чағда Йәһудийә өлкисидики Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған мәсиһийләр җамаәтлири шәхсән мени тонуматти.
Gala UyCyr 1:23  Улар пәқәт башқиларниң: «Бурун бизгә зиянкәшлик қилған адәм әнди болса өзи йоқитивәтмәкчи болған ишәнчни тарқити­ватиду», дегәнлигини аңлиған еди.
Gala UyCyr 1:24  Шуңа улар мәндә болған бу өзгиришләр сәвәвидин Худани техиму улуқлиди.
Chapter 2
Gala UyCyr 2:1  Он төрт жилдин кейин мән Барнаба билән биллә йәнә Йеруса­лимға бардим. Титусниму биллә еливалдим.
Gala UyCyr 2:2  Мән у йәргә Худа­дин кәлгән аянға бенаән барған едим. У йәрдә мән мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчилири билән айрим сөзлишип, өзәм йәһудий әмәсләр арисида тарқитип келиватқан Хуш Хәвәрниң мәзмуниниң уларниңкигә охшаш екәнлигини чүшәндүрдүм. Бундақ қилишим бурунқи яки кәлгүсидики хизмәтлиримниң бекар болуп кәтмәслиги үчүн еди.
Gala UyCyr 2:3  Нәтиҗидә улар ейтқанлиримдин рази болди. Һәтта мән билән биллә барған Титус йәһудий болмисиму, улар уни хәтнә қилдурушқа мәҗбурлимиди.
Gala UyCyr 2:4  Бирақ Әйса Мәсиһкә ишәнгүчиләр қияпитигә киривалған бәзиләр униң хәтнә қилдурулушини тәләп қилди. Улар аримизға көз боямчилиқ билән киривелип, Әйса Мәсиһ арқилиқ еришкән әркинлигимизни назарәт қилди. Уларниң мәхсити бизни өзлириниң диний қаидә-йосунлириға қул қилиштур.
Gala UyCyr 2:5  Лекин Хуш Хәвәр һәқиқитиниң араңлар­да сақлиниши үчүн биз уларға қилчиму йол қоймидуқ.
Gala UyCyr 2:6  Мәсиһийләр җамаитидә муһим дәп қаралғанлар (уларниң мәрти­висиниң қандақ болуши маңа муһим әмәс, чүнки Худа һәммә адәмгә тәң қарайду) мән йәткүзгән Хуш Хәвәргә йәнә мәзмун қошуш керәк демиди.
Gala UyCyr 2:7  Дәл әксичә улар Худаниң Петрусқа йәһудийларға Хуш Хәвәр йәткүзүш вәзиписини тапшурғинидәк, маңиму йәһудий әмәсләргә бу Хуш Хәвәрни йәткүзүшни тапшурғанлиғини тонуп йәтти.
Gala UyCyr 2:8  Петрусниң йәһудийларға әлчи болушиға күч-қудрәт ата қилған Худа мениң йәһудий әмәсләргә әлчи болушумғиму күч-қудрәт ата қилди.
Gala UyCyr 2:9  Җамаәт­ниң түврүги һесапланған Яқуп, Петрус вә Юһанналар бу вәзипиниң Худаниң маңа қилған илтипати екәнлигини тонуп йәткинидә, улар мени вә Барнабани қобул қилип, һәмкарлиши­диғанлиғини билдүрди. Буниң билән йәһудий әмәсләр арисида биз хизмәт қилидиған, йәһудий­лар арисида болса улар хизмәт қилидиған болуп келиштуқ.
Gala UyCyr 2:10  Улар пәқәт биздин өзлириниң арисидики кәмбәғәл мәсиһийләрниң һалидин хәвәр елишни есимиздин чиқармаслиғи­мизни тәләп қилди. Мәнму әслидә дәл шундақ қилишқа тиришип келивататтим.
Gala UyCyr 2:11  Бирақ кейин Петрус Антакя шәһиригә кәлгәндә, униң өткүзгән хаталиғи түпәйлидин мән униң йүзигә ейтип әйиплидим.
Gala UyCyr 2:12  Яқупниң қешидин бәзи адәмләр келиштин бурун, Петрус йәһудий әмәс мәсиһийләр билән дайим һәмдәстихан болуп туратти. Лекин бу адәмләр кәлгәндин кейин Петрус йәһудий әмәсләрдин өзини тартип, улар билән һәмдәстихан болмайдиған болди. Чүнки у йәһудий әмәсләрму хәтнә қилиниши керәк, дәп ойлайдиған бу йәһудий қерин­даш­ларниң әйиплишидин қорққан еди.
Gala UyCyr 2:13  Шуниң билән башқа йәһудий мәсиһийләрму униңға охшаш сахтипәзлик қилишти. Һәтта Барнабаму тәсиргә учрап, уларниң сахтипәзлигигә шерик болди.
Gala UyCyr 2:14  Мән уларниң Хуш Хәвәрниң һәқиқити бойичә иш қилмиғанлиғини көрүп, һәммисиниң алдидила Петрусқа: «Сән йәһудий болсаңму, бирақ һәзрити Әйсаға ишәнгәндин бери йәһудийларниң адәтлири бойичә яшимай, бәлки йәһудий әмәсләрдәк яшап кәлдиң. Шундақ туруп, йәнә немишкә йәһудий әмәс мәсиһийләрдин йәһудийларниң адәтлири бойичә яшашни тәләп қилисән?» дедим.
Gala UyCyr 2:15  Биз иккимиз туғулушимиздинла йәһудиймиз, гунакар дәп қарал­ған йәһудий әмәсләрдин әмәсмиз.
Gala UyCyr 2:16  Лекин биз инсанларниң Тәврат қануниға әмәл қилиш арқилиқ әмәс, бәлки Әйса Мәсиһкә ишиниш арқилиқ һәққаний адәм дәп җакалинидиғанлиғини билимиз. Шу сәвәптин биз йәһудийларму Әйса Мәсиһкә ишәндуқ. Һеч ким Тәврат қануниға әмәл қилиш арқилиқ һәққаний адәм дәп җакалиналмайду.
Gala UyCyr 2:17  Биз Әйса Мәсиһкә ишиниш арқилиқ өзимизниңму йәһудий әмәс­ләргә охшашла гунакар екәнлигимизни тонуп йәттуқ. Ундақта, Әйса Мәсиһ бизни гуна йолиға башлиди, десәк боламду? Яқ, һәргиз бундақ дегили болмайду!
Gala UyCyr 2:18  Мени қутқузулушқа ериштүрәлмәйдиған Тәврат қанунидин үмүтүмни үзгән туруп, кейин униңға қайта есиливалсам, у чағда мән өзәмниң гунакар екәнлигимни испатлиған болмамдимән?!
Gala UyCyr 2:19  Мән Тәврат қануниға әмәл қилалмиғанлиғимдин қанунға нисбәтән өлгән дәп һесапландим. Буниңдики мәхсәт, Худа үчүн яшаштур. Мән Әйса Мәсиһ билән биллә чапрас яғачқа миқландим.
Gala UyCyr 2:20  Һазир мениң тенимдә яшаватқан мән әмәс, бәлки Әйса Мәсиһтур. Мени сөйгән вә мән үчүн Өзини пида қилған Худа Оғлиға болған ишәнчим билән яшаймән.
Gala UyCyr 2:21  Мән Худаниң инсанларни қутқузуш үчүн көрсәткән меһир-шәпқитини әһмийәтсиз дәп қарайдиғанлардин әмәсмән. Әгәр бир адәм Тәврат қануниға әмәл қилиш арқилиқ һәққаний адәм дәп җакалиналайдиған болса, у чағда Әйса Мәсиһниң чапрас яғачқа миқли­ниши әһмийәтсиз болуп қалатти.
Chapter 3
Gala UyCyr 3:1  Әй надан галатиялиқлар! Силәр қандақларчә езиқтурулуп, башқи­ларниң алдам халтисиға чүшүп кәттиңлар? Әйса Мәсиһниң чапрас яғачқа миқланғанлиғи худди көз алдиңларда йүз бәргәндәк ениқ йәткүзүлгәнғу!
Gala UyCyr 3:2  Силәрдин шунила соримақчимәнки, Муқәддәс Роһ силәргә Тәврат қануниға әмәл қилғанлиғиңлар үчүн ата қилин­диму? Яқ, силәр Хуш Хәвәрни аңлап, Әйса Мәсиһкә ишәнгәнлигиңлар үчүн, Муқәддәс Роһ силәргә ата қилинған.
Gala UyCyr 3:3  Силәр шунчә наданму? Муқәддәс Роһ һаятиңларда башлиған ишни силәр өз күч-қудри­тиң­ларға тайинип тамамлимақчи болуватамсиләр?
Gala UyCyr 3:4  Ундақта, силәрниң Хуш Хәвәр йолида тартқан азап-оқубәтлириң­ларниң һәммиси бекар кетәрму?
Gala UyCyr 3:5  Худаниң силәргә Муқәддәс Роһни ата қилиши вә араңларда мөҗүзиләр яритиши силәрниң Тәврат қануни­ға әмәл қилғанлиғиң­лардин әмәс, бәлки силәрниң Хуш Хәвәр­ни аңлап, Әйса Мәсиһкә ишәнгән­­лигиңлардиндур.
Gala UyCyr 3:6  Муқәддәс Язмиларда: «Ибраһим Худаниң сөзлиригә ишәнди. Пәрвәр­дигар униң ишәнчини көрүп, уни һәққаний адәм, дәп һесап­­лиди», дейилгән.
Gala UyCyr 3:7  Шуниң үчүн шуни билишиңлар керәкки, пәқәт Худаға ишәнгүчиләрла Ибраһимниң һәқиқий әвлатлиридур.
Gala UyCyr 3:8  Муқәд­дәс Язмиларда Худаниң йәһудий әмәсләрниң Өзигә ишиниши сәвәви­дин уларни һәққаний адәм дәп җакалайдиғанлиғи алдин-ала дейилгән. Худа Ибраһимға: «Һәммә милләтләргә сән арқилиқ бәхит ата қили­мән», дәп бу Хуш Хәвәр тоғрилиқ алдин-ала ейтқан.
Gala UyCyr 3:9  Шуниң үчүн Әйса Мәсиһкә ишәнгәнләр Худаға ишәнгән Ибраһимға охшаш бәхит тапиду.
Gala UyCyr 3:10  Тәврат қануниға әмәл қилиш билән һәққаний адәм дәп җакали­нимән, дәйдиғанларниң һәммиси ләнәткә қалиду. Муқәддәс Язмилар­да мундақ йезилған: «Тәврат қанунида йезилған һәммә әмирләргә толуқ әмәл қилмиған киши ләнәткә қалиду».
Gala UyCyr 3:11  Рошәнки, һеч ким Худа­ниң алдида қанунға әмәл қилиш билән һәққаний адәм дәп җакали­налмайду. Муқәддәс Язмиларда: «Адәм ишәнчи билән һәққаний адәм дәп җакалинип, һаятлиққа еришиду», дәп йезилған.
Gala UyCyr 3:12  Бу ишәнч йоли Тәврат қануниға әмәл қилиш йоли билән пүтүнләй охшимайду. Тәврат қануниға әмәл қилиш йоли худди Муқәддәс Язмиларда: «Тәврат қануниниң әмирлиригә толуқ әмәл қилғанлар шу қанунға тайинип һаятлиққа еришиду», дәп йезилғиниға охшаштур.
Gala UyCyr 3:13  Һалбуки, Әйса Мәсиһ бизни Тәврат қануниға толуқ әмәл қилалмиған­лиғимиздин пәйда болған ләнәттин қутулдуруп қелип, у ләнәтни Өз үстигә алди. Бу һәқтә Муқәддәс Язмиларда: «Яғачқа есип қоюлған киши ләнәткә қалған кишидур», дәп йезилған.
Gala UyCyr 3:14  Әйса Мәсиһниң чапрас яғачқа миқлинип қурван болуши арқилиқ йәһудий әмәсләрму Ибраһимға вәдә қилинған бәхиттин тәң һөзүрлинәләйду. Шундақла улар биз билән биллә Худа вәдә қилған Муқәддәс Роһни ишәнч билән қобул қилалайду.
Gala UyCyr 3:15  Қериндашлар, күндилик турмуштин бир мисал көрситәй. Икки тәрәп оттурисида имзаланған шәртнамини һеч ким йоққа чиқириветәлмәйду яки униңға бирәр нәрсиму қошалмайду. Шуниң­дәк Худа Ибраһим вә униң әвлади билән түзгән келишимниму һеч ким өзгәртәлмәйду. Худаниң Ибраһимға бәргән бу вәдисидики «сениң Әвладиңға» дегән сөз нурғун кишини әмәс, ялғуз Бирсини, йәни Әйса Мәсиһни көрситиду.
Gala UyCyr 3:16  Қериндашлар, күндилик турмуштин бир мисал көрситәй. Икки тәрәп оттурисида имзаланған шәртнамини һеч ким йоққа чиқириветәлмәйду яки униңға бирәр нәрсиму қошалмайду. Шуниң­дәк Худа Ибраһим вә униң әвлади билән түзгән келишимниму һеч ким өзгәртәлмәйду. Худаниң Ибраһимға бәргән бу вәдисидики «сениң Әвладиңға» дегән сөз нурғун кишини әмәс, ялғуз Бирсини, йәни Әйса Мәсиһни көрситиду.
Gala UyCyr 3:17  Шуни демәкчимәнки, Худаниң Ибраһим билән алдин-ала түзгән бу келишимини төрт йүз оттуз жилдин кейин чүширилгән Тәврат қануниму әмәлдин қалдуралмайду. Демәк, Тәврат қануни Худаниң бу вәдисини бекар қилалмайду.
Gala UyCyr 3:18  Чүнки Худа вәдә қилған мирасқа қанунға әмәл қилиш арқилиқла еришкили болса, ундақта бу мирас Худаниң вәдисидин кәлмигән болатти. Бирақ Худа бу мирасни Өз вәдисигә бенаән Ибраһимға ата қилған.
Gala UyCyr 3:19  Ундақта, Тәврат қанунини чүшириштики мәхсәт немә? Бу болсиму, Худа әвәтишкә вәдә қилған Ибраһимниң Әвлади, йәни Әйса Мәсиһ кәлгичә гунаниң немә екәнлигини көрситип бериштур. Тәврат қануни периштәләр арқилиқ Муса пәйғәмбәргә, Муса пәйғәмбәрниң васитиси билән кишиләргә чүширилгән.
Gala UyCyr 3:20  Икки адәм келишим түзгәндә бир васитичи болуш керәк. Лекин Худа Өз келишимини Ибраһимға бәргәндә, уни васитичисиз бәргән.
Gala UyCyr 3:21  Ундақта, Тәврат қануни Худаниң вәдисигә зитму? Яқ, һәргиз ундақ әмәс! Әгәр бу қанун инсанларни һаятлиққа ериштүрәләйдиған болса, у чағда инсанлар қанунға әмәл қилиш арқилиқ һәққаний адәм болалатти.
Gala UyCyr 3:22  Һалбуки, Муқәддәс Язмилар пүткүл инсанларниң гуна­ниң илкидә яшайдиғанлиғини көрсәтти. Буниңдики мәхсәт Әйса Мәсиһкә болған ишәнч арқилиқ еришилидиған бу вәдиниң Униңға ишәнгәнләргә берилишидур.
Gala UyCyr 3:23  Бу ишәнч йоли ашкарә болғичә, қанун бизни қоғдаш йүзиси­дин қамап қойған еди.
Gala UyCyr 3:24  Башқичә ейтқанда, Тәврат қануни «тәрбийилигү­чи­миз» болуп, бизни Әйса Мәсиһкә ишинишкә йетәклиди. Буниңдики мәхсәт, бизниң ишәнч арқилиқ һәққаний адәм дәп җакалинишимиздур.
Gala UyCyr 3:25  Әнди биз бундақ «тәрбийилигүчиниң» назаритидә әмәсмиз, чүнки бу ишәнч йоли ашкарә болди.
Gala UyCyr 3:26  Әйса Мәсиһкә ишиниш арқилиқ һәммиңлар Худаниң пәрзәнт­лири болдуңлар.
Gala UyCyr 3:27  Чүнки силәр чөмүлдүрүлүшни қобул қилип Әйса Мәсиһкә бағланғиниңларда, Униң тәбиитини өзәңларға өзләштүр­дүңлар.
Gala UyCyr 3:28  Мәйли йәһудий яки йәһудий әмәс болсун, қул яки әркин адәм болсун, әр яки аял болсун, һәммиңлар Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, Худаниң нәзәридә баравәр болдуңлар.
Gala UyCyr 3:29  Демәк, Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған екәнсиләр, силәрму Ибраһимниң әвлади болисиләр вә Ибраһимға вәдә қилинған бәхит-саадәткә еришисиләр.
Chapter 4
Gala UyCyr 4:1  Йәнә ейтмақчи болғиним: гәрчә бир бала пүтүн мүлүкниң егиси болсиму, у таки атиси бәлгүлигән мирасқа варислиқ қилиш йешиға тошмиғичә, у балиниң өйниң қулидин пәрқи болмайду. Чүнки у йәнила ғоҗидар вә балиға қариғучиларниң башқурушида болиду.
Gala UyCyr 4:2  Йәнә ейтмақчи болғиним: гәрчә бир бала пүтүн мүлүкниң егиси болсиму, у таки атиси бәлгүлигән мирасқа варислиқ қилиш йешиға тошмиғичә, у балиниң өйниң қулидин пәрқи болмайду. Чүнки у йәнила ғоҗидар вә балиға қариғучиларниң башқурушида болиду.
Gala UyCyr 4:3  Шуниңға охшаш, бизму гөдәк вақтимизда, йәни Әйса Мәсиһкә ишиништин бурун, бу дуниядики яман роһий күчләргә қул болған едуқ.
Gala UyCyr 4:4  Лекин Худа Өзи бәлгүлигән вақит йетип кәлгәндә, Өз Оғлини бу дунияға әвәтти. У бир аялдин туғулған болуп, Тәврат қануниға бойсунуп яшиди.
Gala UyCyr 4:5  Буниңдики мәхсәт, Худа Тәврат қануниға қул болған бизләрни төләм төләп әркинликкә чиқирип, бизни Өзиниң пәрзәнди қилиштур.
Gala UyCyr 4:6  Силәр Худаниң пәрзәнтлири болғанлиғиңлар үчүн, Худа Өз Оғлиниң Роһини қәлбиңларға салди. Бу Роһ силәрни Худани «Әй сөйүмлүк Ата», дәп чақиртиду.
Gala UyCyr 4:7  Шуниң үчүн әнди силәр қул әмәс, бәлки Худаниң пәрзәнтлирисиләр. Худаниң пәрзәнтлири болған екәнсиләр, Худаниң вәдә қилғанлириға мирасхор болисиләр.
Gala UyCyr 4:8  Бурун Худани тонумайдиған вақтиңларда ялған илаһларға ибадәт қилип, уларниң қули болған едиңлар.
Gala UyCyr 4:9  Әндиликтә һәқиқий Худани тонудуңлар, техиму ениғирақ қилип ейтқанда, Худа тәрипидин тонул­дуңлар. Шундақ екән, йәнә немә үчүн бу дуниядики аҗиз, керәксиз қаидә-йосунларниң қуллуғиға яңливаштин қайтмақчи болисиләр?
Gala UyCyr 4:10  Силәр йәнила мәлум күн, ай, пәсил вә жилларни хатириләватисиләр.
Gala UyCyr 4:11  Мән илгири силәргә сиңдүргән әҗримниң бекар кетишидин әнсирә­ватимән.
Gala UyCyr 4:12  Қериндашлар, гәрчә мән йәһудий болсамму, әнди Тәврат қануни­ниң әсири болмай, силәр йәһудий әмәсләрдәк униңдин әркинмән. Силәрдин шуни өтүнүп сораймәнки, бу җәһәттә мән охшаш болуңлар. Силәр маңа һеч қачан яманлиқ қилмиған едиңлар.
Gala UyCyr 4:13  Силәргә мәлумки, кесәл сәвәвидин Галатияда дәм еливатқан вақтимда, бу Хуш Хәвәрни силәргә биринчи қетим йәткүзгән едим.
Gala UyCyr 4:14  У чағда кесилим силәр үчүн бир аваричилиқ болсиму, лекин силәр мени камситмидиңлар, рәт қилмидиңлар. Әксичә мени Худа әвәткән бир периштәни, һәтта Әйса Мәсиһни күткәндәк күтүвалдиңлар.
Gala UyCyr 4:15  У чағдики хошаллиғиңлар әнди нәгә кәтти?! Ишәнчлик ейталаймәнки, у чағда силәр мүмкин болса, маңа көзлириңларни оюп беришкиму рази едиңлар.
Gala UyCyr 4:16  Әндиликтә силәргә һәқиқәтни сөзлигәнлигим үчүн дүшминиңларға айлинип қалдимму?
Gala UyCyr 4:17  Мән ейтип өткән һелиқи адәмләр силәрни өзигә қаритивелишқа тиришмақта. Уларниң нийити тоғра әмәс, улар силәрни биздин айриветип, өзлиригә қаритивалмақчи.
Gala UyCyr 4:18  Мәйли мән силәр билән биллә болай яки болмай, силәргә қизиқиватқан бу кишиләрниң нийити тоғра болсила, яхши болатти, әлвәттә.
Gala UyCyr 4:19  Балилирим! Ишәнчиңлар өсүп йетилип, Әйса Мәсиһниң тәбиити силәрдә гәвдиләнгичә, мән силәр үчүн йәнә бир қетим худди толғақ азавини тартиватқан анидәк азаплиниватимән.
Gala UyCyr 4:20  Мениң һазирла йениңларға берип, силәргә мулайимлиқ билән несиһәт қилғум келиватиду, чүнки силәрниң бу әһвалиңларни аңлап, қандақ қилишни расттинла билмәйватимән!
Gala UyCyr 4:21  Тәврат қануниниң илкидә яшашни халайдиған силәрдин шуни сорап бақай, силәр Тәвратта немә дейилгәнлигини билмәмсиләр?
Gala UyCyr 4:22  Тәвратта Ибраһимниң икки оғли барлиғи хатириләнгән. Уларниң бири қул аял Һәҗәрдин, йәнә бири өз аяли Сарәдин болған.
Gala UyCyr 4:23  Қул аялдин болған оғул пәрзәнт қалдуруш қанунийити бойичә, өз аялидин болған оғул болса Худаниң вәдиси бойичә дунияға кәлгән.
Gala UyCyr 4:24  Бу йәрдә мундақ бир охшитиш бар. Бу икки аял Худаниң инсанлар билән түзгән икки келишиминиң вәкилидур. Тәврат қануни дәл Синай теғиға чүширилгән болуп, бу қанун йәһудийларни өзиниң қули қилиду. Һәҗәрниң өзи қул болуп, балилириму қул болиду. Шуңа у Синай теғиға вәкиллик қилиду.
Gala UyCyr 4:25  Һалбуки, Әрәпстандики Синай теғиға символ қилинған Һәҗәрни бүгүнки Йерусалимғиму охшитишқа болиду. Чүнки у шәһәр өз хәлқи билән һазирму Тәврат қануниниң қуллуғида турмақта.
Gala UyCyr 4:26  Ибраһимниң өз аяли Сарә болса, әркин аял болғачқа асмандики Йерусалимға вәкиллик қилиду. Шуңа асмандики Йерусалимни бизниң анимиз дейишкә болиду.
Gala UyCyr 4:27  Чүнки Муқәддәс Язмиларда мундақ йезилған: «Хошал бол, әй пәрзәнт көрмигән туғмас аял! Тәнтәнә қил жуқури авазиң билән толғақ азавини көрмигән аял! Чүнки дәсләптә туғмас болған аялниң пәрзәнтлири Башқа аялларниң пәрзәнтлиридинму көп болди».
Gala UyCyr 4:28  Қериндашлар, силәр Худаниң пәрзәнтлири болдуңлар. Чүнки худди Исһақ Худаниң вәдиси бойичә Сарәдин туғулғандәк, силәрму Худаниң вәдиси бойичә туғулдуңлар.
Gala UyCyr 4:29  У чағда пәрзәнт қалдуруш қанунийити бойичә туғулған Исмаил Муқәддәс Роһ ата қилған шапаәт билән туғулған Исһаққа қандақ зиянкәшлик қилған болса, һазир Тәврат қануниға қул болғанлар Әйса Мәсиһкә ишәнгүчи бизләргә шундақ зиянкәшлик қиливатиду.
Gala UyCyr 4:30  Лекин Муқәддәс Язми­ларда немә дәп йезилған? Униңда: «Сән бу қул аялиңни оғли билән қошуп һайдавәт! Чүнки қул аялиңниң оғли һәргиз әркин аялиңдин болған оғул билән мирасқа ортақ болуп қалмисун», дәп йезилған.
Gala UyCyr 4:31  Демәк, қериндашлар, биз қул аялниң әмәс, бәлки әркин аялниң пәрзәнт­лиримиз.
Chapter 5
Gala UyCyr 5:1  Әйса Мәсиһ бизни әркинликтә яшисун, дәп азат қилди. Шуниң үчүн қәддиңларни руслаңлар, Тәвраттики қаидә-йосунлар силәргә йәнә боюнтуруқ болмисун.
Gala UyCyr 5:2  Мәнки Павлус шуни ейтип қояйки, әгәр силәр һәққанийлиқни издәп, йәнила хәтнигә таянсаңлар, у чағда Әйса Мәсиһниң силәргә һеч қандақ пайдиси қалмайду.
Gala UyCyr 5:3  Мән хәтнигә таянмақчи болғанларни йәнә бир қетим агаһландуримәнки, әгәр силәр хәтнини қобул қилсаңлар, Тәвраттики пүтүн қаидә-йосунларға толуқ бойсунушуңлар керәк.
Gala UyCyr 5:4  Силәр буларға бойсунушқа тайинип һәққаний адәм дәп җакалинишқа тиришсаңлар, у чағда силәр Әйса Мәсиһтин айрилип қалисиләр, шундақла Худаниң меһир-шәпқитини рәт қилған болиси­ләр.
Gala UyCyr 5:5  Лекин ишәнч арқилиқ һәққаний адәм дәп җакаланған бизләр болсақ, Муқәддәс Роһқа тайинип, Худаниң бизгә вәдә қилған бәхит-саадәтлирини интизарлиқ билән күтмәктимиз.
Gala UyCyr 5:6  Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн, хәтнә қилиш яки қилмаслиқ муһим әмәс, пәқәт меһир-муһәббәт арқилиқ ипадиләнгән ишәнчла муһим, дәп қараймиз.
Gala UyCyr 5:7  Силәр ишәнч йолида алға бесиватқан едиңлар, бирақ ким силәр­ниң һәқиқәткә бойсунушуңларға тосалғу болди?
Gala UyCyr 5:8  У әлвәттә силәрни Өзигә чақирған Худа әмәс!
Gala UyCyr 5:9  Есиңларда болсунки, кичиккинә хемир­туруч пүтүн хемирни болдурғинидәк, бир адәмниң хата тәлимиму нурғун адәмни аздуриду.
Gala UyCyr 5:10  Силәрму бу ишта маңа охшаш ойлайдиған болисиләр, дәп Худаға болған ишәнчим билән ишинимән. Силәрни қутритиватқан ким болушидин қәтъий нәзәр у чоқум Худаниң җаза­сини тартиду.
Gala UyCyr 5:11  Қериндашлар, әгәр мән улар ейтқандәк «хәтнә қилиниш керәк», дәп давамлиқ тәлим берип жүргән болсам, ундақта мән бүгүнки күндә йәнә немә үчүн йәһудийларниң зиянкәшлигигә учраймән? Әгәр шундақ қилған болсам, у чағда «қутқузулуш пәқәт Әйса Мәсиһниң чапрас яғачтики қурванлиғидинла келиду», демигән болаттим һәм уларниң ғәзивиниму қозғимиған болаттим.
Gala UyCyr 5:12  Силәрни қутратқан бу адәмләр өзлирини пичивәтсун!
Gala UyCyr 5:13  Қериндашлар, силәр әркинликкә чақирилдиңлар, лекин бу әркин­лигиңлар гунакар тәбиитиңларниң арзулирини қандурушниң баниси болуп қалмисун. Әксичә буни бир-бириңларға меһир-муһәббәт билән хизмәт қилишниң пурсити, дәп билиңлар.
Gala UyCyr 5:14  Чүнки пүтүн Тәврат қануни «Хошнаңни өзәңни сөйгәндәк сөй» дегән әмиргә жиғин­чақ­ланған.
Gala UyCyr 5:15  Лекин пәхәс болуңларки, бир-бириңларни чишләп тартип жүрсәңлар, өзәңларниму вәйран қилисиләр.
Gala UyCyr 5:16  Шуни демәкчимәнки, Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә яшаң­лар. Шу чағда гунакар тәбиитиңларниң арзу-һәвәслиригә йол қоймайси­ләр.
Gala UyCyr 5:17  Чүнки инсанниң гунакар тәбиити Муқәддәс Роһқа зит болған ишларни арзу қилғинидәк, Муқәддәс Роһму инсанниң гунакар тәбии­тигә зит болған ишларни арзу қилиду. Улар бир-биригә қариму-қаршидур, бу қариму-қаршилиқ өзәңлар арзу қилған ишларни қилишта тоқунуш пәйда қилиду.
Gala UyCyr 5:18  Һалбуки, силәр Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә болсаңлар, у чағда Тәврат қануниниң илкидә болмай­силәр.
Gala UyCyr 5:19  Инсанниң гунакар тәбиитигә баш егиши җинсий әхлақсизлиқ, напаклиқ, шәһванийлиқ,
Gala UyCyr 5:20  бутпәрәслик, сехиргәрлик, өчмәнлик, уруш­­қақ­лиқ, қизғанчуқлуқ, ғәзәплиниш, шәхсийәтчилик, бөлгүн­чи­лик, груһвазлиқ,
Gala UyCyr 5:21  көрәлмәслик, һарақкәшлик, әйш-ишрәт қатарлиқ гуналарни кәлтүрүп чиқириду. Бурунқидәк йәнә бир қетим агаһлан­дуримәнки, бу ишларни қилғучиларға Худаниң Падишалиғида орун йоқ.
Gala UyCyr 5:22  Һалбуки, Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә яшашниң беридиған мевилири меһир-муһәббәт, хошал-хорамлиқ, течлиқ-аманлиқ, сәвир-тақәт, меһриванлиқ, яхшилиқ, садиқлиқ,
Gala UyCyr 5:23  мулайимлиқ вә өзини тутувелишлардин ибарәттур. Булар һеч қандақ қанунға зит әмәстур.
Gala UyCyr 5:24  Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлар, өзиниң гунакар тәбиити вә униңдики барлиқ яман һәвәсләрни чапрас яғачқа миқлиған болиду.
Gala UyCyr 5:25  Муқәддәс Роһ бизниң йеңи һаятимизниң мәнбәси болған екән, Униң йетәкчилигидә маңайли.
Gala UyCyr 5:26  Тәкәббурлуқ қилмайли, бир-биримизни рәнҗитмәйли, бир-биримизгә көрәлмәслик қилмайли.
Chapter 6
Gala UyCyr 6:1  Қериндашлар, әгәр араңларда бириниң һазирму гуна қиливат­қанлиғи байқалған болса, ишәнчтә пишип йетилгән силәр уни мулайим­лиқ билән тоғра йолға қайтуруп келиңлар. Шуниң билән бир вақитта өзәңларниңму аздурулуп кәтмәслигиңларға диққәт қилиң­лар.
Gala UyCyr 6:2  Бир-бириңларниң еғирчилиғини көтириңлар. Шундақ қилсаңлар, Әйса Мәсиһниң қануниға әмәл қилған болисиләр.
Gala UyCyr 6:3  Әгәр кимду-ким өзини қалтис чағлап, башқиларға ярдәм бәрмисә, өзини-өзи алдиған болиду. Бундақ адәм әмәлиятта қалтис әмәс.
Gala UyCyr 6:4  Һәр ким өзиниң әмәлиятиға қарап бақсун. Пәхирлинишкә тегишлик болса, пәхирләнсун. Өзини башқилар билән селиштурмисун.
Gala UyCyr 6:5  Һәр бир адәм өзиниң ишиға өзи җавапкәр болуши керәк.
Gala UyCyr 6:6  Худаниң сөзидин тәлим еливатқан киши өзигә тәлим бәргүчини өзидә бар болған яхши нәрсиләр билән һөзүрләндүрсун.
Gala UyCyr 6:7  Өз-өзәңлар­ни алдимаңлар, өз-өзәңларни алдиған билән Худани алдамайсиләр. Ким немә тәрсә, шуни алиду.
Gala UyCyr 6:8  Өзиниң гунакар тәбиитиниң арзу-һәвәслирини қандуруш үчүн уруқ чачқан киши униңдин һалакәт һосулини алиду. Муқәддәс Роһни хурсән қилиш үчүн уруқ чачқан киши болса, униңдин мәңгүлүк һаят һосулини алиду.
Gala UyCyr 6:9  Шуңа яхши ишларни қилиштин бошашмайли. Шундақ қилсақ, вақти кәлгәндә чоқум мол һосул алалаймиз.
Gala UyCyr 6:10  Шуниң үчүн пурсәт болсила башқиларға, болупму мәсиһий қериндашлиримизға яхши ишларни қилип берәйли.
Gala UyCyr 6:11  Қараңлар! Төвәндики бу қурларни өз қолумда алаһидә чоң һәрип­ләр билән йезиватимән.
Gala UyCyr 6:12  Йәһудийларниң махтишиға хуштар киши­ләр силәрни хәтнә қилдурушқа зорлайду. Улар қутқузулуш пәқәт Әйса Мәсиһниң чапрас яғачта қурван болғанлиғидинла келиду десә, йәһудийларниң зиянкәшлигигә учрайду.
Gala UyCyr 6:13  Әмәлиятта бундақ кишиләрниң өзлириму Тәврат қануниға толуқ әмәл қилмайду. Бирақ улар силәрниң хәтнини қобул қилғанлиғиңлар билән махтиниш үчүн хәтнә қилдурушуңларни тәләп қилиду.
Gala UyCyr 6:14  Өзәмни елип ейтсам, Рәбби­миз Әйсаниң чапрас яғачтики өлүмидин башқа һеч қандақ иш билән махтанмаймән. Чүнки Униң чапрас яғачтики өлүми сәвәвидин бу дуния мән үчүн өлгәндур, мәнму бу дуния үчүн аллибурун өлгән.
Gala UyCyr 6:15  Худаниң нәзәридә хәтнә қилиш яки қилмаслиқ муһим әмәс, муһими Әйса Мәсиһ арқилиқ йеңи адәм болуштур.
Gala UyCyr 6:16  Мундақ көз-қараш билән яшайдиғанларға — Худаниң һәқиқий хәлқигә аманлиқ вә рәһим-шәпқәт яр болғай!
Gala UyCyr 6:17  Буниңдин кейин һеч ким жуқурида дейилгән ишлар билән мени аварә қилмисун! Чүнки бәдинимдә қалған яра излири, мениң Әйса Мәсиһ үчүн Хуш Хәвәр тарқитиш йолида тартқан азап-оқубәтлирим­ниң бәлгүсидур.
Gala UyCyr 6:18  Қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһир-шәпқити силәргә яр болғай, амин!