Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
EPHESIANS
Up
1 2 3 4 5 6
Toggle notes
Chapter 1
Ephe UyCyr 1:1  Худаниң ирадиси билән Әйса Мәсиһниң әлчиси болушқа таллан­ған мәнки Павлустин, Худаниң Әфәс шәһиридики муқәддәс хәлқи — Әйса Мәсиһниң садиқ әгәшкүчилиригә салам.
Ephe UyCyr 1:2  Худа Атимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһ силәргә меһир-шәпқәт вә аманлиқ ата қилғай!
Ephe UyCyr 1:3  Худаға, йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Атисиға мәдһийиләр ейтилғай! Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн, Худа бизгә асмандики барлиқ роһий бәхитни ата қилди.
Ephe UyCyr 1:4  Худа Өзиниң алдида бизниң пак вә әйипсиз болушимиз үчүн, дунияни яритиштин бурунла бизни Әйса Мәсиһкә бағлинишимиз арқилиқ таллиди. Худа бизни сөйгәчкә, бизниң Әйса Мәсиһ арқилиқ Өзигә пәрзәнт болушимизни Өз хуш райи бойичә алдин-ала бәлгүлиди. Бу Униң ирадисидур.
Ephe UyCyr 1:5  Худа Өзиниң алдида бизниң пак вә әйипсиз болушимиз үчүн, дунияни яритиштин бурунла бизни Әйса Мәсиһкә бағлинишимиз арқилиқ таллиди. Худа бизни сөйгәчкә, бизниң Әйса Мәсиһ арқилиқ Өзигә пәрзәнт болушимизни Өз хуш райи бойичә алдин-ала бәлгүлиди. Бу Униң ирадисидур.
Ephe UyCyr 1:6  Шуңа Униң чоңқур меһир-шәпқитигә мәдһийиләр ейтимиз. Биз Худаниң сөйүмлүк Оғлиға мәнсүп болғанлиғимиз үчүн, Худа бундақ наһайити зор меһир-шәпқәтни бизгә шәртсиз ата қилди.
Ephe UyCyr 1:7  Әйса Мәсиһниң қурванлиқ қени гуналиримиз төләмигә төкүлгәчкә, биз гунаниң қуллуғидин әркин болдуқ. Гуналиримиз кәчүрүм қилинди. Бу Худаниң бизгә көрсәткән чоңқур меһир-шәпқити арқилиқ болди.
Ephe UyCyr 1:8  Худа бизгә бу меһир-шәпқәтни чәксиз әқил-идрәк билән яғдуруп,
Ephe UyCyr 1:9  бурун ашкарилимиған планини бизгә ашкарилиди. Худа хуш райи билән бу планниң Әйса Мәсиһ арқилиқ әмәлгә ашурулушини алдин-ала бәкитти.
Ephe UyCyr 1:10  Худа буни Өзи бәлгүлигән вақти йетип кәлгәндә ишқа ашуруп, бу дуния вә у дуниядики пүткүл мәвҗудатни бирликтә Әйса Мәсиһниң башқурушиға қойиду.
Ephe UyCyr 1:11  Һәммә иш Худаниң ирадиси бойичә орунлаштурулған болуп, биз мәсиһийләр Худаниң алдин-ала бәлгүлигән плани бойичә Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға тәәллуқ болушқа талландуқ.
Ephe UyCyr 1:12  Буниңдики мәхсәт, үмүтүмизни Әйса Мәсиһкә әң авал бағлиған бизләр арқилиқ шану-шәвкәтлик Худаға мәдһийиләр елип келиштур.
Ephe UyCyr 1:13  Силәр йәһу­дий әмәсләрму һәқиқәтни, йәни өзәңларниң қутқузулушуңлар тоғриси­дики Хуш Хәвәрни аңлап, Әйса Мәсиһкә ишәндиңлар һәм вәдә қилинған Муқәддәс Роһ билән тамғиландиңлар. Бу Худаға мәнсүп болғанлиғиңларниң бәлгүсидур.
Ephe UyCyr 1:14  Худаға тәәллуқ болған биз һәммимиз таки үзүл-кесил қутқузулғичә, қәлбимиздики Муқәд­дәс Роһ Худа бизгә вәдә қилған мирасқа еришишимизгә капаләтлик қилиду. Буниңдики мәхсәт, шану-шәвкәтлик Худаға мәдһийиләр елип келиштур.
Ephe UyCyr 1:15  Рәббимиз Әйсаға болған ишәнчиңларни вә Худаниң барлиқ муқәддәс хәлқигә болған меһир-муһәббитиңларни аңлиғинимдин бу ян, мән дуалиримда давамлиқ силәр үчүн Худаға шүкүр ейтип, силәрни һемишәм әслимәктимән.
Ephe UyCyr 1:16  Рәббимиз Әйсаға болған ишәнчиңларни вә Худаниң барлиқ муқәддәс хәлқигә болған меһир-муһәббитиңларни аңлиғинимдин бу ян, мән дуалиримда давамлиқ силәр үчүн Худаға шүкүр ейтип, силәрни һемишәм әслимәктимән.
Ephe UyCyr 1:17  Мән шундақ дуа қилимәнки, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Худа Атиси, йәни шану-шәвкәтлик Худа Атимиз Муқәддәс Роһ арқилиқ силәргә даналиқ вә чоңқур чүшәнчә ата қилип, Өзини техиму тонутқай!
Ephe UyCyr 1:18  Қәлбиңлар рошән болуп, Худаниң бизни қандақ үмүткә чақирғанлиғини вә Өзиниң муқәддәс хәлқигә вәдә қилған мирасниң қанчилик мол вә шанлиқ екәнлигини чүшәнгәйсиләр.
Ephe UyCyr 1:19  Шундақла Әйса Мәсиһкә ишәнгүчи бизләр үчүн Худаниң күч-қудритиниң нәқәдәр қудрәтликлигиниму чүшәнгәйси­ләр. Бу дәл Худа Әйса Мәсиһни өлүмдин тирилдүрүп, асманда Өзиниң оң тәрипигә олтарғузғанда намайән қилған бүйүк күч-қудрәттур.
Ephe UyCyr 1:20  Шундақла Әйса Мәсиһкә ишәнгүчи бизләр үчүн Худаниң күч-қудритиниң нәқәдәр қудрәтликлигиниму чүшәнгәйси­ләр. Бу дәл Худа Әйса Мәсиһни өлүмдин тирилдүрүп, асманда Өзиниң оң тәрипигә олтарғузғанда намайән қилған бүйүк күч-қудрәттур.
Ephe UyCyr 1:21  Худа Әйса Мәсиһни пәқәт бу дуниядила әмәс, бәлки у дуниядиму барлиқ һөкүмранлар, һоқуқдарлар, яман күчләр, мәнсәп­дар­лар вә тилға алғили болидиғанла әмәлләрниң үстигә чиқарди.
Ephe UyCyr 1:22  Худа каинаттики барлиқ мәвҗудатни Әйса Мәсиһниң айиғи астида тиз пүктүрүп, мәсиһийләр җамаити үчүн Уни барлиқ мәвҗудатқа баш қилип бәрди.
Ephe UyCyr 1:23  Мәсиһийләр җамаити Әйса Мәсиһниң тени болуп, бу тән У тәрипидин толуқлинип туриду. Әйса Мәсиһниң Өзи пүткүл каинатниң һәр җәһәттин толуқлиғучисидур.
Chapter 2
Ephe UyCyr 2:1  Силәр бурун Худаға бойсунмай, гуна ичидә яшиғанлиғиңлар сәвәвидин роһий җәһәттә өлүк едиңлар.
Ephe UyCyr 2:2  У чағларда силәр бу дунияниң яман йоллирида маңған едиңлар, яман роһларниң һөкүмрани болған һәм кишиләрни Худаға бойсунмаслиққа аздури­диған шәйтанға бойсунуп яшидиңлар.
Ephe UyCyr 2:3  Бурун һәммимиз һәм шундақ яшиған едуқ. Өз гунакар тәбиитимизниң арзу-һәвәслиригә берилип, шәхсийәтчиликкә толған ой-хияллиримиз бойичә яшаттуқ. Шуңа бизму Худаниң җазасиға учрашқа лайиқ едуқ.
Ephe UyCyr 2:4  Лекин интайин рәһим-шәпқәтлик болған Худа бизни шу қәдәр сөйгәчкә,
Ephe UyCyr 2:5  гәрчә биз гуналиримиз түпәйлидин роһий җәһәттә өлгән болсақму, Худа бизни Әйса Мәсиһкә бағлиған һалда йеңи һаятқа ериштүрди. Есиңларда болсунки, силәр пәқәт Униң меһир-шәпқити арқилиқ қутқузулдуңлар.
Ephe UyCyr 2:6  Биз Әйса Мәсиһкә бағланғанлиғимиз үчүн, Худа бизниму Униң билән биллә тирилдүрүп, бизгә асмандики тәхттә Униң билән биллә олтириш һоқуқини бәрди.
Ephe UyCyr 2:7  Худаниң бундақ қилиштики мәхсити шуки, Худа Өзи Әйса Мәсиһ арқилиқ бизгә ата қилған меһир-шәпқәтниң тәңдашсиз екәнлигини әбәдил-әбәт көрси­тиштур.
Ephe UyCyr 2:8  Силәр Әйса Мәсиһкә ишинип, Худаниң меһир-шәпқити арқилиқ қутқузулдуңлар. Бу силәрниң әҗриңлардин кәлгән әмәс, бәлки Худадин кәлгән илтипаттур.
Ephe UyCyr 2:9  Силәр һәргизму яхши әмәлләр билән қутқузулмидиңлар, шуңа силәрниң махтинишқа һәққиңлар йоқ.
Ephe UyCyr 2:10  Чүнки биз һәммимиз Худаниң иҗадийити болуп, Худа бурунла тәйярлиған яхши әмәлләрни қилишимиз үчүн Әйса Мәсиһ арқилиқ йеңидин яритилдуқ.
Ephe UyCyr 2:11  Есиңларда болсунки, туғулушуңлардин йәһудий әмәс силәр өз хәтни­сидин пәхирлинидиған йәһудийлар тәрипидин «хәтнә қилинми­ғанлар», дәп камситилдиңлар. Һалбуки, уларниң хәтниси пәқәт җисманий җәһәттики хәтнидур.
Ephe UyCyr 2:12  У чағларда силәр Әйса Мәсиһкә мәнсүп әмәс едиңлар, шундақла Худаниң хәлқи болған исраиллар қатаридиму әмәс едиңлар, Худа Өз хәлқигә вәдә қилған келишимниң сиртида тураттиңлар һәм Худани тонумай, үмүтсиз яшаттиңлар.
Ephe UyCyr 2:13  Силәр шу чағларда Худадин жирақ болсаңларму, лекин һазир Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, Әйса Мәсиһниң қурванлиқ қени билән Худаға йеқинлаштурулдуңлар.
Ephe UyCyr 2:14  Әйса Мәсиһ биз йәһудийлар билән силәр йәһудий әмәсләрни инақлаштурушниң мәнбәси. У бизләрни бирләштүрүп, бир-биримизни айривәткән дүшмәнлик тосуқни бузуп ташлиди.
Ephe UyCyr 2:15  Әйса Мәсиһ Өзиниң тенини қурван қилиш арқилиқ йәһудий әмәсләрни чәткә қақидиған Тәврат қануни вә униң әмир-пәрманлирини күчидин қалдурди. Буниңдики мәхсәт, йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрни Өзигә мәнсүп болған йеңи инсан қилип чиқиш вә уларни инақлаштуруштур.
Ephe UyCyr 2:16  У чапрас яғачқа миқлинип қурван болуш арқилиқ бир тән қилип бирләштүрүлгән икки тәрәп арисидики дүшмәнликни йоқитип, уларни Худа билән яраштурди.
Ephe UyCyr 2:17  Әйса Мәсиһ Худадин жирақ болған силәр билән Худаға йеқин болған биз йәһудийларға инақлиқ тоғрисидики Хуш Хәвәрни елип кәлди.
Ephe UyCyr 2:18  Демәк, Әйса Мәсиһниң васитиси билән һәммимиз қәлбимиздики охшаш бир Муқәддәс Роһқа тайинип Худа Атимизниң алдиға баралаймиз.
Ephe UyCyr 2:19  Шуниң үчүн силәр йәһудий әмәсләр әнди ят вә яқа жутлуқлар­дин әмәс, бәлки Худаниң муқәддәс хәлқи билән биргә Худа Падиша­ли­ғиниң пухралиридин, шундақла Худа аилисиниң әзалиридин болуңлар.
Ephe UyCyr 2:20  Һәммимиз Худа селиватқан бена болуп, әлчиләр билән пәйғәмбәрләр бу бенаниң асаси, Әйса Мәсиһ болса униң һул Тешидур.
Ephe UyCyr 2:21  Әйса Мәсиһ арқилиқ биз Рәббимизгә беғишланған муқәд­дәс ибадәтхана болуш үчүн бирләштүрүлүп өсмәктимиз.
Ephe UyCyr 2:22  Әйса Мәсиһ арқилиқ силәр йәһудий әмәсләрму биз йәһудий мәсиһийләр билән бирликтә Худа Өз Роһи арқилиқ яшайдиған ибадәтхана қилип селиниватисиләр.
Chapter 3
Ephe UyCyr 3:1  Шуңлашқа мәнки Павлус һәр дайим силәргә дуа қилмақтимән. Мән силәр йәһудий әмәсләргә Әйса Мәсиһ тоғрисидики бу Хуш Хәвәрни йәткүзгәнлигим үчүн мәһбус болдум.
Ephe UyCyr 3:2  Силәр билисиләр, Худа маңа илтипат көрситип, бу Хуш Хәвәрни силәргә йәткүзүш вәзиписини ата қилди.
Ephe UyCyr 3:3  Худа бурун ашкарилимиған планини, йәни Әйса Мәсиһ тоғрисидики сирни аян арқилиқ маңа ашкарилиди. Мән бу тоғрилиқ мошу хетимниң алдинқи қисмида қисқичә баян қилдим.
Ephe UyCyr 3:4  Силәр бу хетимни оқуғиниңларда, мениң бу сир тоғрилиқ немиләрни билгәнлигимни чүшинивалалайсиләр.
Ephe UyCyr 3:5  Илгири Худа бу сирни инсанларға аян қилмиған еди, амма һазир болса, бу сирни Муқәддәс Роһ арқилиқ Өзи таллиған әлчиләргә вә пәйғәмбәрләргә аян қилди.
Ephe UyCyr 3:6  Бу сир йәһудий әмәсләрниңму бу Хуш Хәвәргә ишиниш арқилиқ йәһудийлар билән биллә Худа ата қилидиған һәқиқий байлиққа мирасхор болушини, шундақла уларниң йәһудийлар билән бирликтә бир тәнниң әзалири болуп, Худаниң Әйса Мәсиһ арқилиқ бәргән қутқузулуш тоғрисидики вәдисидин ортақ һөзүрлинишини өз ичигә алиду.
Ephe UyCyr 3:7  Мән Худаниң меһир-шәпқити вә күч-қудрити билән бу Хуш Хәвәрни йәткүзидиған хизмәткар болдум.
Ephe UyCyr 3:8  Мән Худаниң муқәддәс хәлқи ичидики әң әрзимәс бири болсамму, Худа маңа меһир-шәпқәт көрситип, мени Әйса Мәсиһ арқилиқ еришидиған вә инсанлар тәсәввур қилалмайдиған һәқиқий байлиқни йәһудий әмәсләргә йәткүзүп беришкә таллиди.
Ephe UyCyr 3:9  Пүткүл мәвҗудатни яратқан Худа йәнә бурундин тартип ашкарилимиған бу планиниң қандақ әмәлгә ашурулғанлиғини барлиқ инсанларға чүшәндүрүш вәзиписини маңа бәрди.
Ephe UyCyr 3:10  Худаниң мәхсити, бүгүнки күндә йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрдин шәкилләнгән мәсиһийләр җамаити арқилиқ көп тәрәплик даналиғини асмандики һөкүмран вә һоқуқдар болған периштәләргә билдүрүштин ибарәт.
Ephe UyCyr 3:11  Бу Худаниң дуния яритилиш­тин илгири планлиған вә һазир Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ әмәлгә ашурған ирадисигә уйғундур.
Ephe UyCyr 3:12  Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз һәм Униңға ишәнгәнлигимиздин жүригимиз тоқ һалда ишәнч билән Худаниң алдиға баралаймиз.
Ephe UyCyr 3:13  Шуңа мениң силәр үчүн тартқан азап-оқубәтлиримдин роһсизлинип кәтмәй, әксичә буниңдин пәхирлинишиңларни өтүнимән.
Ephe UyCyr 3:14  Худаниң ушбу планини көз алдимға кәлтүрсәм, асмандики вә йәр йүзидики пүткүл мәвҗудатларни яратқан Худа Атимизға тизлинип дуа қилимәнки,
Ephe UyCyr 3:15  Худаниң ушбу планини көз алдимға кәлтүрсәм, асмандики вә йәр йүзидики пүткүл мәвҗудатларни яратқан Худа Атимизға тизлинип дуа қилимәнки,
Ephe UyCyr 3:16  Худа Өзиниң улуқлуғиниң чәксизлигидин силәргә қудрәт берип, Муқәддәс Роһ арқилиқ силәрни ич-ичиңлардин күчләндүргәй.
Ephe UyCyr 3:17  Шундақ қилип, Әйса Мәсиһ ишәнчиңлар арқилиқ һәр дайим қәлбиңларда болғай, һаятиңлар Худаниң меһир-муһәббитидә йилтиз тартип, мустәһкәмләнгәй.
Ephe UyCyr 3:18  Бу арқилиқ силәр Худаниң барлиқ муқәддәс хәлқи билән биллә Әйса Мәсиһниң меһир-муһәббитиниң нәқәдәр мол, зор, чоңқур вә чәксиз екәнлигини чүшинәләйсиләр. Гәрчә Әйса Мәсиһниң меһир-муһәббити инсан тәсәввуридин һәссиләп һалқип кәткән болсиму, силәр буни тонуп йәткәйсиләр. Шундақ болғанда, силәр Худаниң мол камалити билән толтурулисиләр.
Ephe UyCyr 3:19  Бу арқилиқ силәр Худаниң барлиқ муқәддәс хәлқи билән биллә Әйса Мәсиһниң меһир-муһәббитиниң нәқәдәр мол, зор, чоңқур вә чәксиз екәнлигини чүшинәләйсиләр. Гәрчә Әйса Мәсиһниң меһир-муһәббити инсан тәсәввуридин һәссиләп һалқип кәткән болсиму, силәр буни тонуп йәткәйсиләр. Шундақ болғанда, силәр Худаниң мол камалити билән толтурулисиләр.
Ephe UyCyr 3:20  Барлиқ шан-шәрәп Худаға мәнсүп болғай! У һаятимизда намайән болуватқан улуқ күч-қудрити арқилиқ барлиқ тилигимиз вә ойлиғи­ни­миздинму көп ишларни қилалайду.
Ephe UyCyr 3:21  Барлиқ шан-шәрәп мәсиһийләр җамаити вә Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин!
Chapter 4
Ephe UyCyr 4:1  Шу сәвәпләрдин Рәббимизгә хизмәт қилиш йолида мәһбус болған мән силәрдин Худаниң чақириғиға мунасип яшишиңларни өтүнүп сораймән.
Ephe UyCyr 4:2  Силәр һемишәм кәмтар, мулайим, сәвирчан болуп, меһир-муһәббитиңлар билән бир-бириңларға кәң қосақ болуңлар.
Ephe UyCyr 4:3  Бир-бириңлар билән инақ өтүш арқилиқ Муқәддәс Роһниң мәсиһийләргә бәргән бирлигини сақлашқа тиришиңлар.
Ephe UyCyr 4:4  Биз һәммимиз бир тәнниң әзалири, қәлбимиздики Муқәддәс Роһму бир. Шуниңға охшаш, Худа бизни чақирғанда, бизгә бәргән үмүтиму бирдур.
Ephe UyCyr 4:5  Рәббимиз бир, ишәнчимизму бир болуп, охшаш бир чөмүлдүрүлүшни қобул қилдуқ.
Ephe UyCyr 4:6  Һәммимизниң Атиси болған Худа бирдур. У һәммимиздин үстүн туриду, һәммимиз арқилиқ Өз ирадисини иҗра қилиду, шундақ­ла һәммимизниң қәлбидидур.
Ephe UyCyr 4:7  Әйса Мәсиһ мәртлик билән һәр бири­мизгә илтипат көрситип, һәдийәләрни ата қилди.
Ephe UyCyr 4:8  Бу тоғрилиқ Муқәд­дәс Язмиларда мундақ дейилгән: «У асманға чиққанда, Нурғунлиған әсирләрни йетәклиди. Инсанларға һәдийәләрни ата қилди».
Ephe UyCyr 4:9  Бу йәрдики «чиққанда» дегән сөз Әйса Мәсиһниң авал төвәнгә — йәр-йүзигә чүшкәнлигини билдүриду.
Ephe UyCyr 4:10  Йәргә чүшкәнму У, асманға чиққанму У. Буниңдики мәхсәт, Өз һөкүмранлиғини пүткүл каинат­қа орнитиштур.
Ephe UyCyr 4:11  Әйса Мәсиһ Өзи мәсиһийләр җамаитигә илтипат қилип, бәзиләр­ни әлчи, бәзиләрни пәйғәмбәр, бәзиләрни Хуш Хәвәр йәткүзгүчи, йәнә бәзиләрни җамаәт җавапкәри вә тәлим бәргүчи қилди.
Ephe UyCyr 4:12  Уларниң вәзиписи Худаниң муқәддәс хәлқини Худаниң хизмитини қилишқа вә Әйса Мәсиһниң тени, йәни мәсиһийләр җамаитини мустәһкәмләшкә тәрбийиләштин ибарәт.
Ephe UyCyr 4:13  Бу вәзипә таки бизниң Худа Оғлиға ишиништә бирдәк болуп, Уни чоңқур тонушимиз һәм ишәнч җәһәттә өсүп йетилип, Әйса Мәсиһкә охшаш болушимизға қәдәр давамлишиду.
Ephe UyCyr 4:14  Шундақ болғанда, биз кишиләрниң һейлә-микирлиригә гөдәк балилардәк алдинип, һәр хил ғәйри тәлимат­ларниң шамили вә долқунлиридин тәвринип кәтмәймиз.
Ephe UyCyr 4:15  Әксичә меһир-муһәббәт билән Худаниң һәқиқитини сөзләп, тәнниң, йәни мәсиһийләр җамаитиниң беши болған Әйса Мәсиһкә һәр қайси җәһәттә охшаш болуп өсүп йетилимиз.
Ephe UyCyr 4:16  Әйса Мәсиһниң йетәкчи­лигидә мәсиһийләр җамаитиниң һәр қайси әзалири зич маслишип, өзлириниң җарий қилишқа тегишлик рольлирини толуқ җарий қилдурғанда, мәсиһийләр җамаити меһир-муһәббәт ичидә сағлам өсүп йетилиду.
Ephe UyCyr 4:17  Рәббимизниң нами билән агаһландуримәнки, әнди Худаға ишәнмәй­диғанлардәк әрзимәс ой-пикирләр бойичә яшимаңлар.
Ephe UyCyr 4:18  Улар Худаға тәрсалиқ қилип, Худа һәққидә билимсиз қалди. Нәтиҗидә қәлби қараңғулуқта қелип, Худа ата қилған һаятлиқтин мәһрум қалди.
Ephe UyCyr 4:19  Улар һар-номусни унтуп, шәһванийлиққа берилип, ачкөзлүк билән һәр хил напаклиқларни қилиду.
Ephe UyCyr 4:20  Лекин бурун үгәнгиниңлардәк бундақ яшаш Әйса Мәсиһниң тәлимлиригә мас кәлмәйду.
Ephe UyCyr 4:21  Силәр Әйса Мәсиһ тоғрисида җәзмән аңлидиңлар һәм Униң тәлимлириниму қобул қилдиңлар. Чүнки һәқиқәт Әйса Мәсиһтидур.
Ephe UyCyr 4:22  Ундақта, худди кона кийимиңларни ташлавәткәндәк, бурунқи яман турмуш адәтлириңларни кона тәбиитиңлар билән биргә ташлаветиңлар. Чүнки у тәбиәт силәрни аздуридиған яман һәвәсләр билән чирип кәткән.
Ephe UyCyr 4:23  Роһуңлар вә ой-пикриңларму йеңилансун.
Ephe UyCyr 4:24  Йеңи тәбиәтни өзәңларға өзләш­тү­рүңлар. Бу йеңи тәбиәт Худаниң тәбиитигә мас болуп, у һәққанийлиқ вә һәқиқий паклиқта ипадилиниду.
Ephe UyCyr 4:25  Шуниң үчүн ялғанчилиқни ташлап, бир-бириңларға раст гәп қилиңлар. Чүнки һәммимиз бир тәнниң әзалиримиз.
Ephe UyCyr 4:26  Әгәр аччиқлан­саңлар, аччиғиңлар силәрни гунаға башлимисун. Аччиғиңлардин қайтмай, күнму петип кәтмисун.
Ephe UyCyr 4:27  Шундақ қилип, шәйтанға пурсәт бәрмәңлар.
Ephe UyCyr 4:28  Бурун оғрилиқ қилғанлар әнди оғрилиқ қилмисун. Әксичә икки билигигә тайинип садақәтмәнлик билән ишлисун. Тапқинидин һаҗәтмәнләргә бөлүп бәрсун.
Ephe UyCyr 4:29  Ағзиңлардин һәргиз яман сөзләр чиқмисун. Аңлиғучиларниң еһтияҗиға қарап, уларға пайдилиқ болсун дәп, меһир-шәпқәтлик сөзләрни қилиңлар.
Ephe UyCyr 4:30  Худа­ниң Муқәддәс Роһини қайғуға салмаңлар. Чүнки Муқәддәс Роһ болса силәрниң Худаға мәнсүп болғанлиғиңларниң тамғиси болуп, үзүл-кесил қутқузулидиған күнүңларниң йетип келидиғанлиғиға капаләт­лик қилиду.
Ephe UyCyr 4:31  Барлиқ адавәт тутуш, аччиқлиниш, ғәзәплиниш, җедәллишиш, төһмәт қилиштин ибарәт илләтләрдин вә һәр хил яманлиқлардин жирақ туруңлар.
Ephe UyCyr 4:32  Бир-бириңларға меһриван, мулайим болуңлар. Худа силәрни Әйса Мәсиһ арқилиқ кәчүргинидәк, силәрму бир-бириңларни кәчүрүңлар.
Chapter 5
Ephe UyCyr 5:1  Худаниң сөйүмлүк пәрзәнтлири болған екәнсиләр, Худани үлгә қилиңлар.
Ephe UyCyr 5:2  Әйса Мәсиһ бизгә меһир-муһәббәт көрситип, биз үчүн Өзини пида қилғандәк, силәрму һаятиңларда бир-бириңларға шундақ меһир-муһәббәт көрситиңлар. Униң биз үчүн Өз җенини пида қилиши худди хуш пурақлиқ көйдүрмә қурванлиққа охшаш Худани хурсән қилди.
Ephe UyCyr 5:3  Араңларда җинсий әхлақсизлиқ, напаклиқ яки ачкөзлүккә қәтъий йол қоюлмисун. Чүнки бундақ ишлар Худаниң муқәддәс хәлқигә мас кәлмәйду.
Ephe UyCyr 5:4  Шундақла шәһваний вә әхмиқанә сөзләш, тетиқсиз чақчақ қилиш силәргә яттур. Ундақ қилишниң орниға Худаға шүкүр ейтиңлар.
Ephe UyCyr 5:5  Чүнки шуни ениқ билиңларки, җинсий әхлақсизлиқ, напаклиқ яки ачкөзлүккә берилгән һәр қандақ адәмгә Әйса Мәсиһниң вә Худаниң Падишалиғида орун йоқ. Ачкөзлүккә берилгән адәм Худаға ибадәт қилишниң орниға мал-мүлүккә ибадәт қилидудә, бутпәрәсләрдин пәриқләнмәйду.
Ephe UyCyr 5:6  Бундақ ишларға банә көрситәләйдиғанлар ялған-явдақ сөзлири билән силәрни алдап кәтмисун. Чүнки Худаниң ғәзиви бундақ ишларни қилип, Худаға бойсунмиғанларниң үстигә чүшиду.
Ephe UyCyr 5:7  Шуниң үчүн бундақларниң қилмишлириға шерик болмаңлар.
Ephe UyCyr 5:8  Бурун силәр қараңғулуқта едиңлар. Лекин һазир Рәббимизгә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, йоруқлуққа чөмдүңлар. Шуңа сөз-һәрикитиңлар чоқум йоруқлуқтики адәмләрниңкидәк болсун.
Ephe UyCyr 5:9  Бу йоруқлуқ һаятиңларда яхшилиқ, адиллиқ вә һәқиқәттин ибарәт мол мевиләрни бериду.
Ephe UyCyr 5:10  Неминиң Рәббимизни хурсән қилидиған­лиғини билишкә тиришиңлар.
Ephe UyCyr 5:11  Кишиләрниң қараңғулуқта қилған әһмийәт­сиз яман ишлириға шерик болмаңлар. Әксичә у ишларни паш қилиң­лар.
Ephe UyCyr 5:12  Уларниң йошурун қилған шумлуқлирини тилға елишму номустур.
Ephe UyCyr 5:13  Нур уларға чүшкәндә, уларниң шумлуқлирини ашкарә қилиду.
Ephe UyCyr 5:14  Чүнки һәммә нәрсини ашкарилайдиғини нурдур. Шуңа мундақ дейилиду: «Ойған, әй ухлаватқан инсан, Тирил роһий өлүмдин. Әйса Мәсиһ саңа нур чачар!»
Ephe UyCyr 5:15  Шуниң үчүн сөз-һәрикитиңларға еһтият қилиңлар. Билимсиз наданлардәк әмәс, данишмәнләрдәк яшаңлар.
Ephe UyCyr 5:16  Хәйирлик ишларни қилиш пурситини қолдин бәрмәңлар. Чүнки яшаватқан бу дәвримиз яман дәвирдур.
Ephe UyCyr 5:17  Шуңа әқилсиз болмаңлар, бәлки Рәббимизниң ирадисини чүшинишкә тиришиңлар.
Ephe UyCyr 5:18  Һарақ-шарап ичип мәс болуп жүрмәңлар. Чүнки бундақ қилиш адәмни жүгәнсизликкә елип бариду. Буниң орниға Муқәддәс Роһқа чөмүп, Униң йетәкчи­ли­гидә болуңлар.
Ephe UyCyr 5:19  Силәрниң араңларда Зәбур мунаҗәтлири, Худа­ни мәдһийиләйдиған вә Муқәддәс Роһниң илһамидин кәлгән нахшилар яңрисун. Қәлбиң­ларда бу нәғмә садалири яңриғандәк, чин қәлбиңлардин Рәббимизни мәдһийиләңлар.
Ephe UyCyr 5:20  Һәммә ишларда Рәббимиз Әйса Мәсиһ­ниң нами билән һемишәм Худа Атимизға шүкүр ейтиңлар.
Ephe UyCyr 5:21  Әйса Мәсиһкә чоңқур һөрмитиңлар бар болғанлиқтин, бир-бириңларға бойсунуңлар.
Ephe UyCyr 5:22  Әй аяллар, Рәббимизгә бойсунғиниң­лар­дәк, әрлириңларға бойсунуңлар.
Ephe UyCyr 5:23  Худди мәсиһийләр җамаитиниң Қутқазғучиси болған Әйса Мәсиһ Өз тениниң, йәни мәсиһийләр җамаитиниң беши болғинидәк, әрму өз аялиниң бешидур.
Ephe UyCyr 5:24  Худди мәсиһийләр җамаити Әйса Мәсиһкә бойсунғинидәк, аялларму һәр қандақ ишта өз әрлиригә бойсунсун.
Ephe UyCyr 5:25  Әй әрләр, Әйса Мәсиһ мәсиһийләр җамаитини қандақ сөйүп, униң үчүн Өзини қандақ қурван қилған болса, силәрму аяллириңларни шундақ сөйүңлар.
Ephe UyCyr 5:26  Әйса Мәсиһниң Өзини қурван қилиштики мәхсити, мәсиһийләр җамаитини Худаниң сөзи вә су билән жуюш арқилиқ гуналиридин пак қилиштур.
Ephe UyCyr 5:27  Униң бундақ қилиши мәсиһийләр җамаитини һәр қандақ илләт, гуна вә камчилиқлардин хали қилип, Уни шан-шәрәплик һалда Өз алдиға худди тойда көчүрүлүшкә тәйярланған гөзәл қиздәк пак вә әйипсиз елип келиш үчүндур.
Ephe UyCyr 5:28  Әйса Мәсиһ мәсиһийләр җамаитини шундақ сөйгән екән, әрләрму өз аяллирини өз тенини сөйгәндәк сөйүши керәк. Аялини сөйгән киши өзини сөйгән билән баравәр.
Ephe UyCyr 5:29  Һеч ким һеч қачан өз тенидин нәпрәтләнмәйду. Әксичә өз тенини асрайду вә униңға көйүниду. Бу худди Әйса Мәсиһниң Өз тени болған мәсиһийләр җамаитини асрап, униңға көйүнгәнлигигә охшайду.
Ephe UyCyr 5:30  Биз Әйса Мәсиһниң тениниң әзалиримиз.
Ephe UyCyr 5:31  Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Адәмниң ата-анисидин айрилип, аяли билән бирлишип, иккисиниң бир тән болуши әйнә, шу сәвәптиндур».
Ephe UyCyr 5:32  Бу интайин муһим бир сирдур. Мән бу сөзләрни Әйса Мәсиһ билән мәсиһийләр җамаитиниң зич мунасивитини көздә тутуп ейттим.
Ephe UyCyr 5:33  Йәнә бир қетим шуни тәкитләймәнки, һәммиңлар аялиңларни өзәңларни сөйгәндәк сөйүң­лар, аялларму әрлирини һөрмәтлисун.
Chapter 6
Ephe UyCyr 6:1  Әй балилар, Рәббимизгә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, ата-анаңларниң сөзини аңлаңлар. Бу силәрниң борчуңлардур.
Ephe UyCyr 6:2  Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән «Ата-анаңни һөрмәт қил» дегән пәризни ада қилиңлар. Бу Худаниң бир вәдә билән бағлап бәргән дәсләпки пәрзидур.
Ephe UyCyr 6:3  Бу вәдә шуки, униңға әмәл қилсаңлар, «бәхитлик болисиләр вә бу дунияда узун өмүр сүрисиләр».
Ephe UyCyr 6:4  Әй атилар, пәрзәнтлириңларниң аччиғини кәлтүрүп, өчмән­лик пәйда қилмаңлар. Уларни Рәббимизниң тәлими бойичә тәрбийи­ләңлар.
Ephe UyCyr 6:5  Әй қуллар, бу дуниядики ғоҗайинлириңларға худди Әйса Мәсиһкә бойсунғандәк чоңқур һөрмәт вә чин қәлб билән бойсунуңлар.
Ephe UyCyr 6:6  Ғоҗайи­­ниңларни хурсән қилиш үчүн, пәқәт уларниң алдидила әмәс, бәлки һемишәм уларға хизмәт қилиңлар. Чүнки силәр Әйса Мәсиһ­ниң хизмәткари болуш сүпитиңлар билән Худаниң ирадисигә чин дилиңлардин әмәл қилишиңлар керәк.
Ephe UyCyr 6:7  Ғоҗайиниңларға разимән­­лик билән хизмәт қилиңлар. Уни адәмләр үчүн әмәс, бәлки Рәбби­миз үчүн қилғандәк қилиңлар.
Ephe UyCyr 6:8  Есиңларда тутуңларки, мәйли қул яки әркин адәм болсун, Рәббимиз һәр кимниң қилған һәр бир яхшили­ғини қайтуриду.
Ephe UyCyr 6:9  Әй ғоҗайинлар, силәрму қуллириңларға яхши муамилә қилиңлар. Уларға қорқутуш арқилиқ бесим салмаңлар. Чүнки асмандики Худа силәрниң, шундақла уларниңму ғоҗайини екәнлигини билисиләр. Худа һәммә инсанларға охшаш муамилә қилиду.
Ephe UyCyr 6:10  Ахирида мән силәрниң Рәббимизгә вә Униң зор қудритигә тайинип, күчлүк болушуңларни тиләймән.
Ephe UyCyr 6:11  Шәйтанниң һейлә-микирлиригә тақабил туруш үчүн, Худа ата қилған қоғдиниш қураллири билән қураллиниңлар.
Ephe UyCyr 6:12  Чүнки биз инсанларға әмәс, бәлки яман роһий күчләр дуниясидики һөкүмранларға, һоқуқдарларға, бу қараңғу дунияниң көрүнмәс күчлиригә вә башқа яман роһий күчләргә қарши җәң қиливатимиз.
Ephe UyCyr 6:13  Мүшкүл күнләрдә дүшмәнниң һуҗумиға тақабил туралишиңлар һәм җәңдин кейинму қәддиңларни руслап туралишиңлар үчүн, Худа ата қилған қоғдиниш қураллири билән толуқ қураллиниңлар.
Ephe UyCyr 6:14  Бу җәңдә пут тирәп туралишиңлар үчүн, белиңларға һәқиқәт бәлбеғини, көксүңларға һәққанийлиқ савутини тақаңлар.
Ephe UyCyr 6:15  Худаниң инсанларни Өзи билән яраштуруш тоғрисидики Хуш Хәвәр чоруғини кийип, тәйяр туруңлар.
Ephe UyCyr 6:16  Мана буларға қошуп, шәйтанниң барлиқ от туташтурулған оқлирини тосап қалалайдиған ишәнч қалқинини қолуңларға елиңлар.
Ephe UyCyr 6:17  Худа ата қилған қутқузулуш дубулғисини кийиңлар вә Муқәддәс Роһ қиличи, йәни Худаниң сөзини мәккәм тутуңлар.
Ephe UyCyr 6:18  Һемишәм Муқәддәс Роһқа тайинип, илтимасиңларни ейтип дуа-тилавәт қилиңлар. Шундақла сәгәк туруп, барлиқ мәсиһийләр үчүн давамлиқ дуа қилип туруңлар.
Ephe UyCyr 6:19  Мән үчүнму дуа қилиңлар. Хуш Хәвәрниң сирини жүрәклик йәткүзүшүм үчүн, Худа маңа тоғра сөзләрни бәргәй.
Ephe UyCyr 6:20  Мән бу Хуш Хәвәрни тарқитиш сәвәвидин кишәнләнгән әлчимән. Мениң Хуш Хәвәрни жүрәклик һалда йәткүзүшүм үчүн дуа қилғайсиләр. Чүнки бу мениң қилишқа тегишлик ишимдур.
Ephe UyCyr 6:21  Силәрниң мениң әһвалимни вә немә қиливатқанлиғимни били­шиң­лар үчүн, қәдирлик қериндишимиз һәм Рәббимизниң садиқ хизмәт­­кари болған Тикикусни алдиңларға әвәтимән. У силәргә әһвали­мизни йәткүзүп, силәрни илһамландуриду.
Ephe UyCyr 6:22  Силәрниң мениң әһвалимни вә немә қиливатқанлиғимни били­шиң­лар үчүн, қәдирлик қериндишимиз һәм Рәббимизниң садиқ хизмәт­­кари болған Тикикусни алдиңларға әвәтимән. У силәргә әһвали­мизни йәткүзүп, силәрни илһамландуриду.
Ephe UyCyr 6:23  Худа Атимиздин вә Рәббимиз Әйса Мәсиһтин силәргә аманлиқ, меһир-муһәббәт вә ишәнч тиләймән.
Ephe UyCyr 6:24  Рәббимиз Әйса Мәсиһни өчмәс меһир-муһәббәт билән сөйгүчиләрниң һәммисигә Худаниң меһир-шәпқити яр болғай!