Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
EZRA
Up
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10
Chapter 1
Ezra UyCyr 1:1  Персийә падишаси Корәш тәхткә олтарған 1-жили Пәрвәрдигар Йәрәмия пәйғәмбәр арқилиқ ейтқан сөзлирини әмәлгә ашурди. Худа Корәш падишаниң дилиға селип, бир пәрман чүшәргүзди. Падиша уни қәғәзгә йезип, падишалиғиниң һәммә йеригә тарқатти.
Ezra UyCyr 1:2  «Бу Персийә падишасиниң ейтқанлиридур: ‹Пәрвәрдигар, йәни асмандики Худа пүтүн йәр йүзидики падишалиқларни маңа ата қилди. У мени Йәһудийәниң Йерусалим шәһиридә Өзигә атап бир ибадәтхана қурушқа тайинлиди.
Ezra UyCyr 1:3  Пәрвәрдигарниң Өз хәлқи болған силәр исраиллар Йәһудийәниң Йерусалим шәһиригә берип, Пәрвәрдигарниң, йәни әҗдатлириңлар етиқат қилип кәлгән Худаниң ибадәтханисини қайта қуруңлар. Худа Йерусалимдидур, У силәргә яр болғай!
Ezra UyCyr 1:4  Мәйли қәйәрдә болсун, сүргүнләр арисида Йерусалимға қайтмақчи болғанлар болса, уларға холум-хошнилири ярдәм қилип, алтун-күмүч, мал-мүлүк вә мал-варан бәрсун. Униңдин башқа, Худаниң Йерусалимдики ибадәтханисиға халис һәдийәләрни сунсун›».
Ezra UyCyr 1:5  Шуниңдин кейин, Худа диллириға салған ишни орунлаш үчүн Йәһуда вә Бинямин қәбилилириниң башлиқлири, роһанийлар вә лавийлар Йерусалимға берип, Пәрвәрдигарниң ибадәтханисини қайтидин қурушқа тәйярланди.
Ezra UyCyr 1:6  Барлиқ холум-хошнилар уларға ярдәм берип, алтун-күмүч қачилар, мал-мүлүк, мал-варан вә қиммәтлик нәрсиләрдин башқа йәнә ибадәтхана үчүн халис һәдийиләрни сунди.
Ezra UyCyr 1:7  Корәш падиша уларға сабиқ падиша Нибукаднәзәр Йерусалимдики ибадәтханидин олҗа елип өз бутханисиға қойған қача-қучиларни қайтуруп бәрди.
Ezra UyCyr 1:8  Персийә падишаси Корәш ғәзнә вәзири Митридатни бу қача-қучиларни қайтуруп беришкә җавапкәр қилди. Митридат Йәһудийәгә қайтидиған сүргүнләрниң башлиғи Шешбассарға уларни санап өткүзүп бәрди.
Ezra UyCyr 1:9  Уларниң тизимлиги төвәндикичә: 30 данә алтун дас, 1000 данә күмүч дас, 29 данә күмүч әсваплар,
Ezra UyCyr 1:10  30 данә алтун қача, 410 данә күмүч қача, 1000 данә башқа хил қача-қуча,
Ezra UyCyr 1:11  һәммиси болуп 5400 данә алтун-күмүч қача-қуча болди. Сүргүнләр Бабилдин Йерусалимға қайтип кәлгәндә, Шешбассар бу қача-қучиларни биргә елип кәлди.
Chapter 2
Ezra UyCyr 2:1  Төвәндикиләр Бабилдики әсирдин қайтқан йәһудий сүргүнлириниң тизимлигидур. Нибукаднәзәр падиша бурун уларни әсир қилип Бабилға палиған еди. Бирақ һазир улар өз жути Йәһудийәниң Йерусалим вә башқа җайлириға қайтип кәлди.
Ezra UyCyr 2:2  Зируббабәл, Йешува, Нәхәмия, Сирая, Риелая, Мордикай, Билшан, Миспар, Бигвай, Рихум вә Бааналар уларға йетәкчилик қилип қайтуруп кәлди. Сүргүндин қайтқан исраил әрлириниң сани төвәндикичә:
Ezra UyCyr 2:3  Паръош җамаитидин 2172 киши,
Ezra UyCyr 2:4  Шифатя җамаитидин 372 киши,
Ezra UyCyr 2:6  Пахат-Моаб җамаитидин (Йешува вә Йоабниң әвлатлири) 2812 киши,
Ezra UyCyr 2:9  Заккай җамаитидин 760 киши,
Ezra UyCyr 2:13  Адониқам җамаитидин 666 киши,
Ezra UyCyr 2:14  Бигвай җамаитидин 2056 киши,
Ezra UyCyr 2:16  Атер җамаитидин (Хизкияниң әвлатлири) 98 киши,
Ezra UyCyr 2:21  бәйтлиһәмликләрдин 123 киши,
Ezra UyCyr 2:25  Қирят-Йиарим, Кифира вә бәәротлуқлардин 743 киши,
Ezra UyCyr 2:26  Рамаһ вә гәбалиқлардин 621 киши,
Ezra UyCyr 2:28  Бәйтәл вә айлиқлардин 223 киши,
Ezra UyCyr 2:33  Лод, Хадид вә онолуқлардин 725 киши,
Ezra UyCyr 2:36  Роһанийлардин: Йидая җамаитидин (Йешуваниң әвлатлири) 973 киши,
Ezra UyCyr 2:38  Пашхур җамаитидин 1247 киши,
Ezra UyCyr 2:40  Лавийлардин: Йешува вә Қадмиел җамаитидин (Һодавя әвлатлири) 74 киши.
Ezra UyCyr 2:41  Ибадәтхана мунаҗәтчилири: Асаф җамаитигә тәвә 128 киши.
Ezra UyCyr 2:42  Ибадәтхана дәрвазивәнлири: Шаллум, Атер, Талмон, Аққуб, Хатита вә Шобай җамаәтлиригә тәвә 139 киши.
Ezra UyCyr 2:43  Ибадәтхана хизмәткарлириниң җамаитидин: Зиха, Хасуфа, Таббаот,
Ezra UyCyr 2:55  Сулайман падиша хизмәткарлириниң җамаитидин: Сотай, Һәссофәрәт, Пируда,
Ezra UyCyr 2:57  Шифатя, Хаттил, Покәрәт-Һаззибайим вә Амилар.
Ezra UyCyr 2:58  Ибадәтхана хизмәткарлири вә Сулайман падиша хизмәткарлириниң әвлатлиридин қайтип кәлгәнләрниң сани җәми 392 киши.
Ezra UyCyr 2:59  Телмәлах, Телхарша, Кируб, Аддан вә Иммер дегән җайлардин кәлгән бир топ кишиләр өзлириниң Исраил әвлади екәнлигини испатлалмиди.
Ezra UyCyr 2:60  Бу кишиләр Дилая, Тобия вә Ниқода җамаәтлиридин болуп, җәми 652 киши еди.
Ezra UyCyr 2:61  Хабайя, Һаққоз вә Барзиллай дегән үч роһаний җамаитиму қайтип кәлгән болуп, Барзиллай гилъадлиқ Барзиллайниң бир қизиға өйлинип, униң фамилиясини ишләткән еди.
Ezra UyCyr 2:62  Бу роһанийлар нәсәбнамилиридин җамаәт намлирини тапалмиди. Шуңа улар напак һесаплинип, роһанийлар қатаридин орун алалмиди.
Ezra UyCyr 2:63  Йәһудийларниң башлиғи уларға «урим» вә «туммимни» ишлитип, Худаниң ирадисини биләләйдиған роһаний кәлгичә, Худаға аталған йемәкликләрниң роһанийларға тегишлигини йемәслигини буйриди.
Ezra UyCyr 2:64  Йәһудийәгә қайтип кәлгәнләрниң умумий сани 42360 киши болди.
Ezra UyCyr 2:65  Саналмай қалғанлардин 7337 әр-аял хизмәткар, 200 әр-аял нахшичи вә
Ezra UyCyr 2:67  435 төгә вә 6720 ешигиму бар еди.
Ezra UyCyr 2:68  Бу сүргүнләр Пәрвәрдигарниң Йерусалимдики ибадәтханисиға йетип кәлгәндә, бәзи җамаәт башлиқлири ибадәтханини әсли орниға қайтидин қурушқа халис һәдийиләрни тәғдим қилди.
Ezra UyCyr 2:69  Улар имканийитиниң йетишичә җәми 61000 алтун тәңгә, 3000 кило күмүч вә 100 қур роһаний тонини сәдиқә қилди.
Ezra UyCyr 2:70  Роһанийлар, лавийлар, мунаҗәтчиләр, ибадәтхана дәрвазивәнлири, ибадәтхана хизмәткарлири вә бир қисим кишиләр Йерусалим әтрапиға олтирақлашти. Қалғанлар болса өз жутлириға җайлашти.
Chapter 3
Ezra UyCyr 3:1  Күз пәслиниң дәсләпки мәзгилидә исраиллар өз жутлириға орунлишип болғандин кейин, улар бир нийәт, бир мәхсәттә Йерусалимға җәм болди.
Ezra UyCyr 3:2  Йозадақниң оғли Йешува билән униң хизмәтдаш роһанийлири вә Шиалтелниң оғли Зируббабәл билән униң туққанлири исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаниң қурванлиқ суписини ясашқа башлиди. Улар уни Худаниң йеқин адими Муса пәйғәмбәргә чүширилгән Тәврат қанунидики йол-йоруқларға бенаән көйдүрмә қурванлиқ қилиш орни мәхситидә салди.
Ezra UyCyr 3:3  Улар йәрлик хәлиқтин қорқсиму, йәнила қурванлиқ суписини әсли орниға қайтидин қуруп чиқти. Шуниңдин кейин улар сәһәрлик вә кәчлик көйдүрмә қурванлиқлирини униңда қилишқа башлиди.
Ezra UyCyr 3:4  Улар Тәврат қануниға бенаән кәпә тикиш һейти қилип, һәр күни тегишлик көйдүрмә қурванлиқни қилди.
Ezra UyCyr 3:5  Униңдин башқа улар йәнә күндилик, йеңи ай вә Пәрвәрдигар бәкиткән һейтларда қилишқа тегишлик көйдүрмә қурванлиқларни қилишқа башлиди. Шуниңдәк улар Пәрвәрдигарға халис һәдийәлирини тәғдим қилди.
Ezra UyCyr 3:6  Роһанийлар кәпә тикиш һейтидин он бәш күн бурун Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурванлиқ қилишқа башлиди. Бу ибадәтханиниң һули техи қоюлуп болмиған вақит еди.
Ezra UyCyr 3:7  Шуниңдин кейин хәлиқ ташчи вә яғашчиларни яллап, тирлиқлар вә сидонлуқларниң кедир яғачлириға йемәк-ичмәк вә зәйтун йеғини тегишти. Бу яғачлар деңиз арқилиқ Ливандин Җаффа шәһиригә елип келинди. Бу иш Персийә падишаси Корәшниң рухсити билән болди.
Ezra UyCyr 3:8  Хәлиқ сүргүндин Йерусалимға қайтип кәлгәндин кейинки иккинчи әтиязниң оттурилирида, Худаниң ибадәтханисиниң қурулуши башлинип кәтти. Бу хизмәткә Шиалтелниң оғли Зируббабәл, Йозадақниң оғли Йешува һәм башқа роһанийлар, лавийлар вә қайтип кәлгәнләрниң һәммиси қатнашти. Лавийларниң жигирмә яштин жуқурилири ибадәтханиниң қайтидин қурулуш ишлирини назарәт қилишқа тайинланди.
Ezra UyCyr 3:9  Йешува билән униң оғуллири вә әр қериндашлири, Қадмиел вә униң оғуллири (һәммиси Һодавяниң әвлатлири) ибадәтханида ишләватқан ишчилар үстидин назарәт қилди. Лавийлардин болған Хенададниң әр җамаәтлириму уларға ярдәмләшти.
Ezra UyCyr 3:10  Улар ибадәтханиниң һулини қоюп болғанда, роһанийлар тонлирини кийип, канайларни тутуп, һәрқайсиси өз орунлирида турушти. Лавийлардин болған Асафниң әвлатлири җаңларни тутуп турушти. Улар исраилниң сабиқ падишаси Давутниң көрсәткинидәк Пәрвәрдигарни мәдһийилиди.
Ezra UyCyr 3:11  Улар мәдһийә вә миннәтдарлиқ билән Пәрвәрдигарға атап ейтишишларни өткүзүп: «Пәрвәрдигар шапаәтликтур! Исраилға болған меһир-муһәббити мәңгүлүктур!» дейишти. Андин барлиқ хәлиқ үнлүк вақирап Пәрвәрдигарға мәдһийиләр ейтишти. Чүнки ибадәтханиниң һули қоюлуп болған еди.
Ezra UyCyr 3:12  Лекин бурунқи ибадәтханини өз көзи билән көргән нурғун йеши чоң роһанийлар, лавийлар вә җамаәт башлиқлири һазирқи қоюлған һулни көрүп, азаплинип үн селип жиғлавәтти. Башқилар болса қеқас селип тәнтәнә қилишти.
Ezra UyCyr 3:13  Бу садалар пәләккә йәткәнликтин, һечким тәнтәнә садаси билән жиға-зар авазини пәриқ етәлмәтти. Авазлар жирақ җайлардин аңлинип туратти.
Chapter 4
Ezra UyCyr 4:1  Йәһуда вә Бинямин қәбилилириниң дүшмәнлири сүргүндин қайтип кәлгәнләрниң Пәрвәрдигар, йәни исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаға аталған ибадәтханини қайтидин қуруватқанлиғини аңлиди.
Ezra UyCyr 4:2  Шуниң билән улар Зируббабәл билән җамаәт башлиқлириниң алдиға берип: — Ибадәтханини қуруш хизмитиңларға бизму қатнишайли! Бизму силәр етиқат қилидиған Худаға ибадәт қилимиз. Ассур падишаси Есархаддон бизни бу йәргә елип кәлгәндин буян, давамлиқ Худаға атап қурванлиқ қилип келиватимиз, — дейишти.
Ezra UyCyr 4:3  Зируббабәл, Йешува вә җамаәт башлиқлири уларға: — Силәр Худайимизға атиған бу ибадәтханини қуруп чиқишқа арилишалмайсиләр! Персийә падишаси Корәшниң буйруғиға бенаән өзимиз әҗдатлиримиз етиқат қилип кәлгән Худаға, йәни Пәрвәрдигарға атап уни қуруп чиқимиз! — деди.
Ezra UyCyr 4:4  Шуниң билән йәрлик хәлиқ йәһудийларни наүмүттә қоюшқа тиришип, уларни қорқутуп қурулушқа дәхил йәткүзди.
Ezra UyCyr 4:5  Улар йәнә йәрлик әмәлдарларға пара берип, уларға тосқунлуқ қилди. Бу иш Персийә падишалири Корәштин таки Дариосқичә давамлашти.
Ezra UyCyr 4:6  Нурғун жиллардин кейин, Ахашверош падиша һакимийәт жүргүзүшкә башлиғанда, Йәһудийә вә Йерусалим хәлқиниң дүшмәнлири улар үстидин әризә қилип мәктүп сунди.
Ezra UyCyr 4:7  Жиллар өтүп Артахшасти падиша һакимийәт жүргүзүватқанда, Бишлам, Митридат, Табиал вә башқа әмәлдарлар Персийә падишасиға мәктүп язди. Бу мәктүп арамий тилида йезилған болуп, падишаға тәрҗимә қилип сунулди.
Ezra UyCyr 4:8  Рихум командан вә Шимшай хәтчиму Йерусалимниң әһвали тоғрисида Артахшасти падишаға мәктүп язди.
Ezra UyCyr 4:9  Мәктүпни төвәндики адәмләр язған еди: Рихум командан, Шимшай хәтчи, уларниң башқа хизмәтдаш әмәлдарлири, сотчилар, йәрлик әмәлдарлар, парслар, әрәкликләр, бабиллиқлар вә Еламдики Суза шәһиридин көчүп кәлгәнләр,
Ezra UyCyr 4:10  улуқ вә шанлиқ Оснаппар падиша тәрипидин жутидин сүргүн қилинип, Самарийәниң шәһәрлиридә вә Фират дәриясиниң ғәрбидики башқа җайларда яшиған хәлиқләр.
Ezra UyCyr 4:11  Мәктүпниң мәзмуни мундақ: «Артахшасти падишаға Фират дәриясиниң ғәрбидики хизмәткарлиридин салам!
Ezra UyCyr 4:12  Алийлириға шуни мәлум қилимизки, алийлири тәрипидин бу яққа келип, Йерусалимда туруватқан йәһудийлар яманлиққа вә топилаңға толған у шәһәрни қайтидин қурмақта. Улар сепил һулини әслигә кәлтүрүп, сепилларни қурмақта.
Ezra UyCyr 4:13  Әй алийлири! Бу шәһәр қурулуп, сепиллири ясилип болса, у кишиләр һәрхил мәҗбурий селиқ төлимәйду-дә, алийлириниң ғәзнисигә киридиған кирим кемийип кетиду.
Ezra UyCyr 4:14  Биз силиниң тузлирини йәп кәлгән пухралар, алийлири намиға дағ кәлтүрүшни һәргиз халимаймиз. Шу сәвәвидин бу ишни өзлиригә мәлум қилдуқ.
Ezra UyCyr 4:15  Алийлириниң сабиқ падишаларниң хатирилирини издинип беқишини сораймиз. Шундақ болғанда, бу шәһәрниң топилаңға толғанлиғини, падишаларни вә өлкиләрни паракәндә қилип кәлгәнлигини көрәләйдила. Бу шәһәрдә қедимдин бери қозғилаң болуп кәлгән, шуңа шәһәр гумран қилинған.
Ezra UyCyr 4:16  Алийлириниң ядиға шуни салимизки, әгәр бу шәһәр қайтидин қурулуп сепиллири пүтсә, алийлири Фират дәриясиниң ғәрбидики өлкигә егидарчилиқ қилалмай қалидила».
Ezra UyCyr 4:17  Падиша җававән мундақ деди: «Рихум командан, Шимшай хәтчи вә силәрниң Самарийә һәм Фират дәриясиниң ғәрбидики өлкидә турғучи башқа хизмәтдаш әмәлдарлириңларға салам!
Ezra UyCyr 4:18  Силәр сунған мәктүпни тәрҗимә қилдуруп оқуттум.
Ezra UyCyr 4:19  Тәкшүрүп көрүшкә әмир қилған едим. Дәрвәқә, Йерусалимниң қедимдин буян падишаларға қаршилиқларни қилип кәлгәнлигини байқидим. У шәһәр топилаң вә қозғилаңға толған екән.
Ezra UyCyr 4:20  Қудрәтлик падишалар у йәрдә яшиған вә Фират дәриясиниң ғәрбидики пүтүн өлкини башқурған һәм улардин һәрхил мәҗбурий селиқларни елип кәлгән екән.
Ezra UyCyr 4:21  Шуңа силәр буйруқ чүширип таки мән әмир қилғичә, у шәһәрниң қайтидин қурулишини тосаңлар.
Ezra UyCyr 4:22  Еғир зиянға учримаслиғим үчүн, бу ишқа сәл қаримаңлар!»
Ezra UyCyr 4:23  Рихум, Шимшай хәтчи вә уларниң хизмәтдашлири Артахшасти падишаниң җавап хетини аңлап, дәрһал Йерусалимға берип қурал күчи билән йәһудийларни иш тохтитишқа мәҗбур қилди.
Ezra UyCyr 4:24  Худаниң Йерусалимдики ибадәтханисини қайтидин қуруш ишлири тохтап қалған еди. Бу әһвал Персийә падишаси Дариос һакимийитиниң 2-жилиғичә давамлашти.
Chapter 5
Ezra UyCyr 5:1  У чағда Һагай пәйғәмбәр һәм Иддониң оғли Зикирия пәйғәмбәр исраиллар етиқат қилип кәлгән һәм уларға яр болған Худаниң нами билән Йәһудийә вә Йерусалимда туридиған йәһудийларға Худаниң пәйғәмбәрлик сөзлирини йәткүзүшкә башлиған еди.
Ezra UyCyr 5:2  Шиалтелниң оғли Зируббабәл вә Йозадақниң оғли Йешува Йерусалимдики ибадәтханини қурушни йәнә қайтидин башлиди. Ушбу икки пәйғәмбәр улар билән биллә болуп, ярдәмдә болди.
Ezra UyCyr 5:3  Фират дәриясиниң ғәрбидики өлкиниң башлиғи Таттинай, Шитар-Бозинай вә башқа хизмәтдаш әмәлдарлар шу вақитта Йерусалимға келип, улардин: — Силәргә бу ибадәтханини қурушқа вә тамларни қопурушқа ким рухсәт бәрди? — дәп сориди.
Ezra UyCyr 5:4  Улар йәнә ибадәтхана қурулушидикиләрниң исимлирини сориди.
Ezra UyCyr 5:5  Лекин Худаниң нәзири исраилларниң ақсақаллирида болғанлиғи үчүн, парс әмәлдарлири Дариос падишаға мәктүп әвәтип җавап алғичә, уларниң қурулуш ишини тосимиди.
Ezra UyCyr 5:6  Фират дәриясиниң ғәрбидики өлкиниң башлиғи Таттинай, Шитар-Бозинай вә хизмәтдаш әмәлдарларниң падишаға әвәткән мәктүби мундақ еди:
Ezra UyCyr 5:7  «Дариос падиша алийлириға салам!
Ezra UyCyr 5:8  Алийлириға шуни мәлум қилимизки, биз Йәһудийә райониға берип, улуқ Худаниң ибадәтханисиниң қайтидин қурулуниватқанлиғини көрдуқ. Бу ибадәтхана қорам ташлар билән ясиливетипту вә тамлириниң ичигә чоң лимлар қоюлупту. Бу қурулуш наһайити әстайидиллиқ билән оңушлуқ кетиветипту.
Ezra UyCyr 5:9  Биз ақсақаллардин ибадәтханини қайтидин қуруш вә тамлирини пүтиришкә ким рухсәт бәргәнлигини соридуқ.
Ezra UyCyr 5:10  Алийлириға бу хизмәткә йетәкчилик қилғучиларниң ким екәнлигини мәлум қилиш үчүн уларниң исимлирини соридуқ.
Ezra UyCyr 5:11  Улар җававән: ‹Биз пүтүн аләмниң Егиси болған Худаниң бәндилиримиз. Биз һазир қайтидин қуруватқан ибадәтханини нурғун жиллар илгири Исраилниң бир күчлүк падишаси қуруп чиққан.
Ezra UyCyr 5:12  Әҗдатлиримиз асмандики Худаниң ғәзивини қозғап қойғанлиқтин, Худа уларни калданларниң падишаси, йәни Бабилниң сабиқ падишаси Нибукаднәзәрниң қолиға чүширип бәрди. Падиша бу ибадәтханини вәйран қилип, хәлиқни Бабилға сүргүн қилди.
Ezra UyCyr 5:13  Лекин Бабил падишаси Корәшниң биринчи жили мәзкүр ибадәтханиниң қайтидин қурулуш буйруғи чүширилди.
Ezra UyCyr 5:14  Корәш падиша һәтта Нибукаднәзәр падиша Йерусалимдики ибадәтханидин олҗа елип Бабилдики бутханиға қойған алтун-күмүчтин ясалған қача-қучиларни Шешбассар исимлиқ бир кишигә қайтуруп бәрди. Корәш падиша уни Йәһудийәгә башлиқ қилип тайинлиған еди.
Ezra UyCyr 5:15  Падиша униңға бу қача-қучиларни Йерусалимдики ибадәтханиға алғач кетишни һәм ибадәтханини әсли орниға қайтидин қурушни буйриди.
Ezra UyCyr 5:16  Шуңа Шешбассар қайтип келип, Йерусалимдики ибадәтханиниң һулини орнатти. Қурулуш шу чағдин тартип һазирғичә давамлашмақта вә техи пүтмиди›, деди.
Ezra UyCyr 5:17  Шуниң үчүн алийлири тоғра көрсилә, Бабилниң орда хатирисини издинип баққайла. Корәш падишаниң Йерусалимдики мәзкүр ибадәтханини қайтидин қуруш тоғрисида буйруқ чүшәргән-чүшәрмигәнлигини ениқлап көргәйла. Андин бизгә бу ишни қандақ бир тәрәп қилиш тоғрилиқ йол-йоруқ бәргәйла».
Chapter 6
Ezra UyCyr 6:1  Шуниң билән Дариос падиша Бабилдики архивханини тәкшүрүп чиқишни буйриди.
Ezra UyCyr 6:2  Мидия өлкисиниң Ахмита шәһиридики ордидин бир қедимий оралма қол язма тепилди. Униңда мундақ йезилған еди: «Ярлиқ:
Ezra UyCyr 6:3  Корәш падиша тәхткә олтарған биринчи жили Йерусалимдики ибадәтхана тоғрилиқ пәрман чүшәрди. Ибадәтхана йәһудийлар қурванлиқ сунидиған әсли орниға қайтидин қуруп чиқилсун. Мәзкүр ибадәтханиниң егизлиги жигирмә йәттә метр, кәңлиги жигирмә йәттә метр болсун.
Ezra UyCyr 6:4  Тамлири һәр үч қәвәт ташниң үстигә бир қәвәт яғач қоюлуп ясалсун. Пүтүн хираҗити орда ғәзнисидин аҗритилсун.
Ezra UyCyr 6:5  Нибукаднәзәр падиша Йерусалимдики ибадәтханидин Бабилға елип кәлгән алтун-күмүчтин ясалған қача-қучилар әслидики ибадәтханиға қайтурулуп, орниға қоюлсун».
Ezra UyCyr 6:6  Шуңа падиша Дариос мундақ җавап қайтурди: «Фират дәриясиниң ғәрбидики өлкиниң башлиғи Таттинай, Шитар-Бозинай вә бу өлкиниң хизмәтдаш әмәлдарлириға: ‹Силәр ибадәтханиға йеқинлашмаңлар.
Ezra UyCyr 6:7  Ибадәтхана қурулушиға арилашмаңлар. Йәһудийәниң башлиғи билән йәһудийларниң ақсақаллири ибадәтханини әсли орниға қайтидин қурсун.
Ezra UyCyr 6:8  Мән силәрниң уларға ярдәмдә болушуңларни буйруймән. Қурулуш тохтап қалмаслиғи үчүн, уларниң пүтүн хираҗити Фират дәриясиниң ғәрбидики өлкиниң орда ғәзнисигә киридиған мәҗбурий селиқ киримидин кечиктүрмәй аҗритилсун.
Ezra UyCyr 6:9  Силәр Йерусалимдики роһанийларниң асмандики Худаға көйдүрмә қурванлиқ сунуши үчүн уларға немә керәк болса шуни, йәни топақ, қошқар, вә пахланларни бериңлар һәм улар тәләп қилған буғдай, туз, шарап вә зәйтун яғлиридин тартип һәммини һәр күни үзүлдүрмәй тәминләңлар.
Ezra UyCyr 6:10  Шундақ болғанда, улар асмандики Худани хурсән қилидиған қурванлиқларни сунуп, Худаниң маңа вә оғуллиримға бәхит ата қилишиға дуа қилалайду.
Ezra UyCyr 6:11  Йәнә шундақ буйруймәнки: Кимки пәрманимға өзгәртиш киргүзсә, униң өйиниң бир лими суғирип елинип, у адәм тикләнгән лимға санчип қоюлсун, өйи әхләт догисиға айлансун.
Ezra UyCyr 6:12  Әгәр бирәр падиша яки пухра бу пәрманға өзгәртиш киргүзсә, мәзкүр ибадәтханини вәйран қиливәтмәкчи болса, Өз намини улуқлашқа Йерусалимни таллиған Худа уни урсун. Мәзкүр пәрманни мәнки, Дариос җакалиди, сөзсиз иҗра қилинсун!»
Ezra UyCyr 6:13  Шуниң билән Фират дәриясиниң ғәрбидики өлкиниң башлиғи Таттинай, Шитар-Бозинай вә уларниң хизмәтдаш әмәлдарлири, падишаниң пәрманини сөзсиз иҗра қилди.
Ezra UyCyr 6:14  Һагай пәйғәмбәр вә Иддониң оғли Зикирия пәйғәмбәрниң Худаниң сөзини йәткүзүши билән йәһудийларниң ақсақаллири ибадәтхана қурулушини илгири сүрди. Улар исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаниң әмригә бенаән Персийә падишалири Корәш, Дариос вә Артахшастиниң пәрманлири бойичә ибадәтханини қурушни тамамлиди.
Ezra UyCyr 6:15  Дариос падиша һакимийитиниң 6-жили Адар ейиниң 3-күни ибадәтханиниң қурулуши тәл-төкүз тамам болди.
Ezra UyCyr 6:16  Исраил хәлқи, җүмлидин роһанийлар, лавийлар вә қалған сүргүнләр ибадәтханини Худаға беғишлаш мәрасимини шат-хорамлиқ ичидә өткүзди.
Ezra UyCyr 6:17  Улар бу мәрасимда 100 туяқ топақ, 200 туяқ қошқар вә 400 туяқ пахлан қурванлиқ қилди, йәнә 12 текини Исраилниң 12 қәбилиси үчүн гуна кәчүрүлүш қурванлиғи қилди.
Ezra UyCyr 6:18  Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән Тәвраттики язмиларға бенаән роһанийлар билән лавийлар өз җамаәтчилиги бойичә Йерусалимдики ибадәтханида новәтчилик билән Худаниң хизмитини қилишқа тәшкилләнди.
Ezra UyCyr 6:19  1-айниң 14-күни сүргүндин қайтип кәлгәнләр «Өтүп кетиш» һейтини өткүзди.
Ezra UyCyr 6:20  Пүтүн роһанийлар вә лавийлар өзлирини паклиди. Улар паклинип, барлиқ сүргүнләр, хизмәтдаш роһанийлар вә өзлири үчүн «Өтүп кетиш» һейтиниң мелини боғузлиди.
Ezra UyCyr 6:21  Сүргүндин қайтип кәлгән исраиллар вә напак йолини ташлап, Пәрвәрдигар, йәни исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаға ибадәт қилидиған шу йәрдики йәһудий әмәсләрму бу қурванлиқ билән ғизаланди.
Ezra UyCyr 6:22  Андин улар «Петир нан» һейтини шат-хорамлиқ ичидә йәттә күн өткүзди. Пәрвәрдигар уларни шатлиққа чөмдүргән еди, чүнки у Ассур падишасиниң дилини юмшитип, исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаниң ибадәтханисини қайтидин қурушни қоллатқузған еди.
Chapter 7
Ezra UyCyr 7:1  Нурғун жиллардин кейин Персийә падишаси Артахшасти мәзгилидә Әзра исимлиқ бир роһаний өткән болуп, у Сираяниң оғли, Сирая Азаряниң оғли, Азаря Хилқияниң оғли,
Ezra UyCyr 7:2  Хилқия Шаллумниң оғли, Шаллум Задоқниң оғли, Задоқ Ахитубниң оғли,
Ezra UyCyr 7:3  Ахитуб Амаряниң оғли, Амаря Азаряниң оғли, Азаря Мирайотниң оғли,
Ezra UyCyr 7:4  Мирайот Зирахяниң оғли, Зирахя Уззиниң оғли, Уззи Буққиниң оғли,
Ezra UyCyr 7:5  Буққи Абишуваниң оғли, Абишува Пинихасниң оғли, Пинихас Әлъазарниң оғли, Әлъазар болса тунҗа баш роһаний Һарунниң оғли еди.
Ezra UyCyr 7:6  Бабилдин кәткән Тәврат устази Әзра Пәрвәрдигар, йәни исраиллар етиқат қилип кәлгән Худа Муса пәйғәмбәргә чүшәргән Тәврат қанунида камаләткә йәткән еди. Әзра падишадин немини тәләп қилса, падиша шуни орунлап берәтти, чүнки Пәрвәрдигар, йәни у етиқат қилип кәлгән Худа униңға яр болған еди.
Ezra UyCyr 7:7  Артахшасти падишаниң йәттинчи жили Әзра бир топ исраилларни Йерусалимға елип кәлди. Бу кишиләр арисида роһанийлар, лавийлар, ибадәтхана мунаҗәтчилири, дәрвазивәнлири вә хизмәткарлири бар еди.
Ezra UyCyr 7:8  Улар Артахшасти падишаниң 7-жили 1-айниң 1-күни Бабилдин йолға чиқти. Худа Әзраға яр-йөләк болғанлиқтин, улар 5-айниң 1-күни Йерусалимға йетип кәлди.
Ezra UyCyr 7:9  Улар Артахшасти падишаниң 7-жили 1-айниң 1-күни Бабилдин йолға чиқти. Худа Әзраға яр-йөләк болғанлиқтин, улар 5-айниң 1-күни Йерусалимға йетип кәлди.
Ezra UyCyr 7:10  Әзра Пәрвәрдигарниң Тәврат қанунини үгинишкә, иҗра қилишқа вә бу қанунниң қаидә-низамлирини исраилларға үгитишкә өзини беғишлиған еди.
Ezra UyCyr 7:11  Артахшасти падиша исраилларға чүшәргән Пәрвәрдигарниң әмир-пәрманлирини пишшиқ билидиған Тәврат устази Әзра роһанийға ушбу мәктүпни бәрди.
Ezra UyCyr 7:12  «Мәнки, шаһларниң шаһи Артахшастидин асмандики Худаниң қануниниң устази Әзра роһанийға салам!
Ezra UyCyr 7:13  Падишалиғимда яшаватқан исраил хәлқи, җүмлидин роһанийлар, лавийлар вә башқиларға шуни буйруймәнки, улар халиғиничә сили билән бир қатарда Йерусалимға қайтип кәтсә болиду.
Ezra UyCyr 7:14  Мән, җүмлидин йәттә мәслиһәтчим билән бирликтә өзлирини Йерусалим вә Йәһудийәгә қайтқан сүргүнләрниң силигә һавалә қилинған Худаниң қануниға әмәл қилиш әһвалини билип келишкә әвәттим.
Ezra UyCyr 7:15  Мениң вә мәслиһәтчилиримниң өз разилиғимиз билән тәғдим қилған алтун-күмүчлиримизни исраиллар етиқат қилип кәлгән вә Йерусалимда болған Худаға беғишлиғайла.
Ezra UyCyr 7:16  Шуниңдәк, Бабил өлкисидә жиғилған алтун-күмүчләр вә исраиллар һәм роһанийлар етиқат қилип кәлгән Худаниң Йерусалимдики ибадәтханисиға сунулған халис һәдийиләрни алғач кәткәйла.
Ezra UyCyr 7:17  Буларға топақ, қошқар, пахланларни, җүмлидин улар билән биргә ашлиқ вә шарапларни сетивелип, силәр етиқат қилип кәлгән Худаниң Йерусалимдики ибадәтханисиниң қурванлиқ суписида һәдийә қилғайла.
Ezra UyCyr 7:18  Өзлири вә қериндашлири ешип қалған алтун-күмүчләрни силәр етиқат қилип кәлгән Худаниң ирадисигә асасән мувапиқ җайға ишләткәйла.
Ezra UyCyr 7:19  Ибадәтханиниң хизмити үчүн өзлиригә берилгән қача-қучиларни Йерусалим үстидин һөкүмранлиқ қилған Худаға беғишлиғайла.
Ezra UyCyr 7:20  Буниңдин башқа, ибадәтханаңларға немә лазим болса, орда ғәзнисидин елип ишләткәйла.
Ezra UyCyr 7:21  Мәнки, Артахшасти падиша Фират дәриясиниң ғәрбидики өлкиниң барлиқ ғәзнә әмәлдарлириға буйруймәнки, асмандики Худаниң қанунини пишшиқ билидиған Әзра роһанийниң барлиқ тәләплирини тездин бәҗа кәлтүрүңлар.
Ezra UyCyr 7:22  Силәр 3400 кило күмүч, 300 тағар буғдай, 2200 кило шарап, 2200 кило зәйтун йеғиғичә тәмин етиңлар. Туз билән чәксиз тәминләнсун.
Ezra UyCyr 7:23  Силәр асмандики Худа Өз ибадәтханиси үчүн чүшәргән әмирлириниң һәммисини толуқ бәҗа кәлтүрүңлар. Шундақ болғанда, Худаниң ғәзиви маңа вә оғуллиримға чүшмәйду.
Ezra UyCyr 7:24  Роһанийлар, лавийлар, мунаҗәтчиләр, дәрвазивәнләр, хизмәткарлар вә ибадәтханидики һәрқандақ башқа хизмәтчиләрдин мәҗбурий селиқ елинмисун.
Ezra UyCyr 7:25  Әзра Худа өзлиригә ата қилған әқил-парасәт билән Фират дәриясиниң ғәрбидики өлкидә яшайдиған һәм Худаниң қанунини билидиған барлиқ адәмләрни башқурушқа әмәлдар вә сотчиларни тайинлиғайла. Қанундин савати йоқларға униңдин тәлим бәргәйла.
Ezra UyCyr 7:26  Кимки Худаниң қануниға яки падишалиқниң қануниға бойсунмиса, қаттиқ җазаға тартилсун, өлтүрүлсун, сүргүн қилинсун яки мал-мүлкидин айрилсун, яки қамаққа ташлансун».
Ezra UyCyr 7:27  Әзра мундақ деди: «Пәрвәрдигар, йәни әҗдатлиримиз етиқат қилип кәлгән Худа мәдһийиләнгәй! У Йерусалимдики Өз ибадәтханисини зенәтләшни падишаниң дилиға салди.
Ezra UyCyr 7:28  Худа маңа мәңгүлүк меһир-шәпқәт көрситип, мени падиша, униң мәслиһәтчилири вә барлиқ абройлуқ әмәлдарлириниң қоллишиға егә қилди. Пәрвәрдигарим Худа маңа яр болуп, маңа җасарәт бәрди. Шуңа мән исраилларниң жут башлирини өзәм билән биллә қайтишқа жиғдим».
Chapter 8
Ezra UyCyr 8:1  Артахшасти падиша һакимийәт тутқан мәзгилдә мәнки, Әзра билән биллә Бабилдин Йерусалимға қайтип кәлгән җамаәт башлиқлириниң исимлиги вә уларниң нәсәбнамиси төвәндикичә:
Ezra UyCyr 8:2  Пинихас җамаитидин Гершом, Итамар җамаитидин Даниял, Давут җамаитидин Шеканяниң әвлади Хаттуш, Паръош җамаитидин Зикирия билән нәсәбнамиси ениқ болған 150 әр,
Ezra UyCyr 8:3  Пинихас җамаитидин Гершом, Итамар җамаитидин Даниял, Давут җамаитидин Шеканяниң әвлади Хаттуш, Паръош җамаитидин Зикирия билән нәсәбнамиси ениқ болған 150 әр,
Ezra UyCyr 8:4  Пахат-Моаб җамаитидин Зирахяниң оғли Әлйиһоенай вә 200 әр,
Ezra UyCyr 8:5  Затту җамаитидин Яхазиелниң оғли Шеканя вә 300 әр,
Ezra UyCyr 8:6  Адин җамаитидин Йонатанниң оғли Әбид вә 50 әр,
Ezra UyCyr 8:7  Елам җамаитидин Аталяниң оғли Йишая вә 70 әр,
Ezra UyCyr 8:8  Шифатя җамаитидин Микаилниң оғли Зибадя вә 80 әр,
Ezra UyCyr 8:9  Йоаб җамаитидин Йихиелниң оғли Обадя вә 218 әр,
Ezra UyCyr 8:10  Бани җамаитидин Йосифяниң оғли Шиломит вә 160 әр,
Ezra UyCyr 8:11  Бебай җамаитидин Бебайниң оғли Зикирия вә 28 әр,
Ezra UyCyr 8:12  Азгад җамаитидин Һаққатан оғли Йоханан вә 110 әр,
Ezra UyCyr 8:13  вақчирәк қайтип кәлгән Адониқам җамаитидин Әлифәләт, Йиуел, Шимая вә 60 әр,
Ezra UyCyr 8:14  Бигвай җамаитидин Утай, Заккур вә 70 әр.
Ezra UyCyr 8:15  Мән барлиқ хәлиқни Аһаваға қарап ақидиған дәрияниң бойиға җәм қилдим вә у йәрдә үч күн қараргаһ қурдуқ. Мән роһанийлар вә қалған хәлиқни тәкшүргинимдә, лавийларниң йоқлуғини байқидим.
Ezra UyCyr 8:16  Шуңа жут башлиридин Әлиәзәр, Ариел, Шимая, Әлнатан, Яриб, Әлнатан, Натан, Зикирия вә Мишулламларни һәм әқиланә устазлардин Йояриб вә Әлнатанларни чақирип,
Ezra UyCyr 8:17  уларни Касифя дегән җайдики лавийларниң беши Иддониң йениға әвәттим. Мән ибадәтхана хизмәткарлири Иддо вә униң уруқ-туққанлиридин, Йерусалимдики ибадәтханида Худаниң хизмитини қилишқа адәм әвәтип беришни соридим.
Ezra UyCyr 8:18  Худа маңа яр болуп, бизгә Шеребия исимлиқ әқил-идрәклик бир кишини әвәтти. У Махли җамаитидин болған лавийлардин еди, униң оғуллири вә әр қериндашлиридин болуп, җәми он сәккиз киши кәлди.
Ezra UyCyr 8:19  Улар йәнә Мирари җамаитидин Хашабя вә Йишая һәм униң оғуллири вә әр қериндашлиридин жигирмә кишини әвәтти.
Ezra UyCyr 8:20  Униңдин башқа, йәнә 220 нәпәр ибадәтхана хизмәткари қетилип кәлди. Бу кишиләрниң әҗдатлирини Давут падиша вә униң әмәлдарлири лавийларға ярдәм беришкә тайинлиған болуп, уларниң исимлири тизимликтә бир-бирләп йезилған еди.
Ezra UyCyr 8:21  Аһава дәриясиниң бойида мән җамаәткә роза тутушни җакалап, уларниң Худаниң һозурида кәмтәр болуп, Худадин биз, балилиримиз вә барлиқ мал-мүлкимиз үчүн бехәтәр сәпәр тилидим.
Ezra UyCyr 8:22  Падишадин сәпәрдә бизни дүшмәндин қоғдашқа пиядә вә атлиқ әскәрләрни сораш мән үчүн бир номус иш еди. Чүнки мән падишаға: «Худайимиз Униңға таянғанларға яр болиду, лекин Униңдин йүз өрүгәнләргә ғәзәп яғдуриду», дегән едим.
Ezra UyCyr 8:23  Шуңа биз роза тутуп, Худаниң бизни қоғдишиға дуа қилдуқ. Худа дуайимизни иҗавәт қилди.
Ezra UyCyr 8:24  Роһаний башлиқлар арисидин Шеребия, Хашабя вә уларниң он туққинини таллидим.
Ezra UyCyr 8:25  Андин падиша, униң мәслиһәтчи һәм әмәлдарлири вә барлиқ исраиллар ибадәтханиға тәғдим қилған алтун-күмүч вә қача-қучиларниң еғирлиғини тартип уларға тапшурдум.
Ezra UyCyr 8:26  Мән тапшурған нәрсиләр төвәндикичә: 22 тонна күмүч, күмүч қача-қучилар (җәми 3400 кило), 3400 кило алтун,
Ezra UyCyr 8:27  20 данә алтун қача (8 кило 400 грамм), 2 данә есил, пақирақ мис қача (қиммити алтун билән баравәр).
Ezra UyCyr 8:28  Мән уларға: — Силәр вә қача-қучилар Пәрвәрдигарға аталған. Алтун-күмүч болса Пәрвәрдигар, йәни әҗдатлириңлар етиқат қилип кәлгән Худаға беғишланған чин диллиқ һәдийәдур.
Ezra UyCyr 8:29  Силәр Йерусалимдики ибадәтханиниң амбарлириға йетип барғичә, уларға яхши қараңлар. Силәр роһаний башлиқлар, лавийлар вә исраилларниң җамаәт башлиқлири алдида еғирлиғини тартип өткүзүп бериңлар, — дедим.
Ezra UyCyr 8:30  Шуниң билән роһанийлар һәм лавийлар бу алтун-күмүч вә қача-қучиларни Худайимизниң Йерусалимдики ибадәтханисиға елип бериш вәзиписини тапшурувалди.
Ezra UyCyr 8:31  Биз 1-айниң 12-күни Аһава дәриясидин Йерусалимға қарап йолға чиқтуқ. Сәпиримиздә Худайимиз бизгә яр болуп, бизни дүшмән вә қарақчиларниң һуҗумидин сақлиди.
Ezra UyCyr 8:32  Йерусалимға йетип берип, үч күн дәм алдуқ.
Ezra UyCyr 8:33  Төртинчи күни ибадәтханиға берип, алтун-күмүч вә қача-қучиларниң еғирлиғини тартип, Урияниң оғли Миремот роһанийға тапшуруп бәрдуқ. Миремот роһанийниң йенида Пинихасниң оғли Әлъазар, лавийлардин Йешуваниң оғли Йозабад вә Биннуйниң оғли Ноадядинлар бар еди.
Ezra UyCyr 8:34  Һәммә нәрсиләрни санап, таразидин өткүзүп хатиригә алдуқ.
Ezra UyCyr 8:35  Қайтип кәлгән исраилларниң һәммиси өзлири етиқат қилип кәлгән Худаға атап көйдүрмә қурванлиқларни қилди. Улар барлиқ исраиллар үчүн 12 топақ, 96 қошқар, 77 пахлан вә гуна кәчүрүлүш қурванлиғи үчүн 12 текә қурванлиқ қилди. Бу малларниң һәммиси қурванлиқ үчүн көйдүрүлүп, Пәрвәрдигарға сунулди.
Ezra UyCyr 8:36  Улар йәнә падиша өзлиригә һавалә қилған мәктүпни Фират дәриясиниң ғәрбидики өлкә башлиқлири билән әмәлдарларға йәткүзүп бәрди. Шуниң билән улар исраил хәлқи вә Худаға беғишланған ибадәтханиға ярдәмдә болди.
Chapter 9
Ezra UyCyr 9:1  Бу ишлар өтүп, бәзи йәһудий әмәлдарлар маңа келип: — Бәзи исраиллар, җүмлидин улар арисидики бәзи роһанийлар вә лавийларму йәрлик хәлиқләрдин, йәни қананлар, хитлар, пәриззиләр, йибуслар, аммонлар, моаблар, мисирлиқлар, аморлардин вә уларниң жиркиничлик ишлиридин өзлирини нери тутмиди.
Ezra UyCyr 9:2  Улар вә уларниң оғуллири йәрлик хәлиқләрниң қизлиридин өйлинип, Худаниң муқәддәс хәлқини булғиди. Бу садақәтсиз ишта әң ямини әмәлдарлар билән башлиқлар башламчи гунакар! — деди.
Ezra UyCyr 9:3  Мән бу ишни аңлиған һаман, чапан-чарамни житип, чач-сақаллиримни жулуп, чөчүгән һалда таң қетип олтирип қалдим.
Ezra UyCyr 9:4  Таң қетип олтирип қелишим таки кәчлик қурванлиқни сунғичә болди. Исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаниң сөзидә чиң туридиған кишиләр башқа сүргүнләрниң садақәтсизликлирини аңлап, титиригән һалда әтрапимға олишивалди.
Ezra UyCyr 9:5  Кәчлик қурванлиқ сунидиған чағда, мән қайғу-һәсрәт ичидә чапан-чарилирим житиқ һалда орнумдин турдум. Андин тизлинип туруп, қоллиримни Пәрвәрдигарим Худаға көтирип,
Ezra UyCyr 9:6  дуа қилдим: «Әй Худа, һәқиқәтән хиҗаләтмән! Сениң алдиңда уялғинимдин йүзүмни көтирәлмәймән. Бизниң гуналиримиз асманға тақашти, җинайәтлиримиз чекигә йәтти.
Ezra UyCyr 9:7  Әҗдатлиримиз заманидин һазирғичә еғир гуна ичидә өттуқ. Шу сәвәвидин биз, падишалиримиз вә роһанийлиримиз яқа жутлуқ падишаларниң қолиға чүшүп, қирғин, тутқун, талан-тараҗ қилинған вә хорланған едуқ. Бүгүнки күндә йәнила шундақ болмақтимиз.
Ezra UyCyr 9:8  Бирақ һазир Пәрвәрдигаримиз Худа бизгә қисқа вақит меһир-шәпқәт қилип, аз бир қисмимизни сүргүндин қутқузуп, бу муқәддәс маканда аман-есән яшатти. У бизләргә үмүт ата қилип, қуллуғимизда бизгә бираз арамлиқ бәрди.
Ezra UyCyr 9:9  Биз қул едуқ, бирақ У бизни қуллуқта ташлап қоймиди. У бизгә Персийә падишалириниң көз алдида мәңгүлүк меһир-шәпқәт көрситип, йеңи һаятлиқ бәрди, Худайимизниң ибадәтханисини қайтидин қурғузди һәм харабиликләрни түзәтти. Бизләрни Йәһудийә вә Йерусалимда қоғдап қалди.
Ezra UyCyr 9:10  Әй Худайимиз! Бирақ әнди биз буниңға немә дәләләймиз? Сениң әмир-пәрманлириңға йәнә бойсунмидуқ.
Ezra UyCyr 9:11  Хизмәткариң пәйғәмбәрләр арқилиқ қилған әмирлириңгә хилаплиқ қилдуқ. Улар бизгә: «Силәр берип егә болидиған йәр, йәрлик аһалиниң напак қилмишлири билән булғанған. Уларниң жиркиничлик ипласлиқлири у йәрниң һәммә булуң-пушқақлириға толған.
Ezra UyCyr 9:12  У кишиләр билән һәргиз некаланмаңлар вә уларниң аманлиғи яки ронақ тепишини тилимәңлар. Шундақ қилсаңлар, силәр күчийисиләр, бу зиминниң һосуллиридин һөзүрлинисиләр һәм бу йәрни әвлатлириңларға мәңгү мирас қалдурисиләр», дегән.
Ezra UyCyr 9:13  Бешимизға кәлгән һәммә иш бизниң яманлиқ вә хаталиқлиримиздин болди. Шундақтиму, әй Худайимиз, бизгә бәргән җазайиң йәнила йеник болуп, бәзилиримизни йәнила аман қалдурдуң.
Ezra UyCyr 9:14  Биз әнди қандақму Сениң әмирлириңгә хилаплиқ қилип, бу жиркиничлик кишиләр билән некалинайли? Әгәр шундақ қилсақ, җәзмән ғәзивиңни қозғап, биримизниму қоймай һалак қилмамсән?
Ezra UyCyr 9:15  Әй Пәрвәрдигар, исраиллар етиқат қилип кәлгән Худа, Сән һәққанийдурсән! Бәзилиримиз қутулған болсақму, амма бүгүнки күндә аз қалдуқ. Лекин бизгә бақсаң, биз һәммимиз алдиңда гунакармиз. Шу сәвәвидин һечким Сениң һозуруңда болалмайду».
Chapter 10
Ezra UyCyr 10:1  Әзра ибадәтхана алдида йүзини йәргә йеқип, жиға-зар билән дуа қилип, гуналар үчүн товва қиливатқинида, зор бир топ исраиллар, җүмлидин әр-аял вә балилар униң әтрапиға олишип, һәсрәтлик жиғлашти.
Ezra UyCyr 10:2  Елам җамаитидин Йихиелниң оғли Шеканя Әзраға: — Биз йәрликләрдин болған ят хәлиқләрдин хотун елип, Худайимизға садақәтсизлик қилдуқ. Гәрчә шундақ болсиму, Исраилда йәнә үмүт бар.
Ezra UyCyr 10:3  Шуңа биз бу хотунлар вә улардин болған балилардин ваз кечимиз дәп, Худайимизға қәсәм беришимиз керәк. Биз сениң вә Худайимизниң әмригә бойсунидиған кишиләрниң нәсиһәтлири бойичә меңип, буни Худаниң қануниға бенаән орунлаймиз.
Ezra UyCyr 10:4  Орнуңдин тур! Сән бу ишни бир тәрәп қилишта һоқуқлуқ, биз сени қоллаймиз. Сән җүръәтчан болуп, бу ишни әмәлгә ашур! — деди.
Ezra UyCyr 10:5  Шуниң билән Әзра орнидин туруп, роһаний башлиқлар, лавийлар вә қалған барлиқ исраил хәлқини бу тәклип бойичә иш қилишқа қәсәм қилдурди. Улар шу бойичә иш қилди.
Ezra UyCyr 10:6  Андин Әзра ибадәтхана алдидин кетип, Әляшибниң оғли Йиһохананниң һоҗрисиға кирди. У у йәрдә қайтип кәлгән сүргүнләрниң садақәтсизлиги үчүн бир кечә йемәй-ичмәй һәсрәт чәкти.
Ezra UyCyr 10:7  Кейин Йерусалим вә Йәһудийәниң башқа җайлириға сүргүндин қайтип кәлгән адәмләрниң һәммисиниң Йерусалимға җәм болуши тоғрисида мундақ әмир чүширилди:
Ezra UyCyr 10:8  «Кимки үч күн ичидә Йерусалимға йетип кәлмисә, әмәлдар вә ақсақалларниң буйруғи бойичә мал-мүлки тартивелинип, җамаәтниң әзаси болалмайду».
Ezra UyCyr 10:9  Үч күн ичидә барлиқ Йәһуда вә Бинямин қәбилисидикиләр Йерусалимға җәм болди. 9-айниң 20-күни барлиқ хәлиқ ибадәтхана алдидики мәйдандин орун алди. Қаттиқ ямғур вә бу ишниң җиддийлиги сәвәвидин һәммә адәмни титирәк басти.
Ezra UyCyr 10:10  Андин Әзра роһаний орнидин туруп, уларға: — Силәр садақәтсизлик қилип, ят хәлиқләрдин хотун елип, исраилларни техиму еғир гунаға патқуздуңлар.
Ezra UyCyr 10:11  Әнди силәр Пәрвәрдигар, йәни әҗдатлириңлар етиқат қилип кәлгән Худаға гунайиңлар үчүн товва қилип, Униң ирадиси бойичә иш көрүңлар. Зиминимизда туридиған йәрлик хәлиқләр вә яттин алған хотунлириңлардин мунасивәтни үзүңлар! — деди.
Ezra UyCyr 10:12  Җамаәт жуқури авазда җававән мундақ деди: — Тоғра ейттиңиз, дегиниңизни бәҗа кәлтүримиз!
Ezra UyCyr 10:13  Лекин адәм көп һәм ямғур пәсли, биз сиртта узун туралмаймиз. Бу бир-икки күндә пүтидиған иш әмәс. Чүнки бу гунаға патқан адәмләр наһайити көп.
Ezra UyCyr 10:14  Әмәлдарлиримиз бизгә вәкил болсун. Ят хәлиқләрдин хотун алған кишиләр бәлгүләнгән вақитта өз шәһириниң ақсақал вә сорақчилири билән биллә бу йәргә кәлсун. Шундақ қилғанда, Худайимизниң бу ишқа болған ғәзиви пәсийип қалар.
Ezra UyCyr 10:15  Пәқәт Асаелниң оғли Йонатан билән Тиқваһниң оғли Яхзия буниңға қарши чиқти. Уларни Мишуллам билән лавийлардин Шаббитай қоллиди.
Ezra UyCyr 10:16  Қалғанлар бу мәслиһәтни қобул қилди. Шуңа Әзра роһаний һәр җамаәт башлиқлири арисидин кишиләрни таллап, уларниң исимлирини хатириләвалди. 10-айниң 1-күни бу кишиләр җәм болуп тәкшүрүшни башлиди.
Ezra UyCyr 10:17  Улар 1-айниң 1-күни ят хәлиқләрдин хотун алғанларниң һәммисини ениқлап болди.
Ezra UyCyr 10:18  Ят хәлиқләрдин хотун алған роһанийлар җамаитиниң исимлиги төвәндикичә: Йозадақниң оғли Йешува вә униң қериндашлириниң җамаитидин: Маасея, Әлиәзәр, Яриб вә Гидаля.
Ezra UyCyr 10:19  Улар хотунлирини қоюп беришкә қәсәм қилип, гунайи үчүн әйип қурванлиғи сүпитидә бирдин қошқарни һәдийә қилди.
Ezra UyCyr 10:20  Иммер җамаитидин Ханани вә Зибадя,
Ezra UyCyr 10:21  Харим җамаитидин Маасея, Иляс, Шимая, Йихиел вә Уззия,
Ezra UyCyr 10:22  Пашхур җамаитидин Әлйоенай, Маасея, Исмаил, Нитанъел, Йозабад вә Әласа,
Ezra UyCyr 10:23  лавийлардин Йозабад, Шимъи, Қелая (Қилита дәпму атилиду), Питахя, Йәһуда вә Әлиәзәр.
Ezra UyCyr 10:24  Ибадәтхана мунаҗәтчилиридин Әляшиб, ибадәтхана дәрвазивәнлиридин Шаллум, Тәләм вә Ури,
Ezra UyCyr 10:25  башқа исраиллардин: Паръош җамаитидин Рамия, Йизия, Малкия, Миямин, Әлазар, Малкия вә Биная,
Ezra UyCyr 10:26  Елам җамаитидин Маттаня, Зикирия, Йихиел, Абди, Йиремот вә Иляс,
Ezra UyCyr 10:27  Затту җамаитидин Әлйоенай, Әляшиб, Маттаня, Йиремот, Забад вә Азиза,
Ezra UyCyr 10:28  Бебай җамаитидин Йиһоханан, Хананя, Заббай, Атлай,
Ezra UyCyr 10:29  Бани җамаитидин Мишуллам, Маллук, Адая, Яшуб, Шиал, Йирамот,
Ezra UyCyr 10:30  Пахат-Моаб җамаитидин Адна, Килал, Биная, Маасея, Маттаня, Бизалел, Биннуй вә Манассә,
Ezra UyCyr 10:31  Харим җамаитидин Әлиәзәр, Йишшия, Малкия, Шимая, Шимон,
Ezra UyCyr 10:32  Бинямин, Маллук вә Шимаря,
Ezra UyCyr 10:33  Хашум җамаитидин Маттинай, Маттатта, Забад, Әлифәләт, Йиремай, Манассә вә Шимъи,
Ezra UyCyr 10:34  Бани җамаитидин Маадай, Амрам вә Уел,
Ezra UyCyr 10:37  Маттаня, Маттинай вә Яасай,
Ezra UyCyr 10:43  Нибо җамаитидин Йииел, Маттитя, Забад, Зибина, Яддай, Йоел вә Биная.
Ezra UyCyr 10:44  Мана бу кишиләрниң һәммиси ят хәлиқләрдин хотун алған, бәзилири бу хотунлардин балиму тапқан.