Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next
Chapter 118
Psal UyCyr 118:1  Нәқәдәр бәхитликтур дурус йолда маңидиғанлар, Пәрвәрдигарниң тәлимлири бойичә яшайдиғанлар.
Psal UyCyr 118:2  Бәхитликтур йәнә Униң пәризлирини тутуп, Пүтүн қәлби билән Униңға тәлпүнидиғанлар.
Psal UyCyr 118:3  Наһәқчилик қилмас улар әсла, Маңар улар Пәрвәрдигарниң йолида.
Psal UyCyr 118:4  Пәрвәрдигар чүшәрдиң әмирлириңни, Әстайидил орунлаңлар дәп уларни.
Psal UyCyr 118:5  Қарарлирим қәтъий болғай мениң, Пәрманлириңға әмәл қилишқа Сениң.
Psal UyCyr 118:6  Көңүл бөлсәм әмирлириңгә, Қалмасмән әсла шәрмәндиликкә.
Psal UyCyr 118:7  Мәдһийиләймән пак қәлбимдин Сени, Үгәнгинимдә адил һөкүмлириңни.
Psal UyCyr 118:8  Пәрманлириңға әмәл қилимән Мени һәргиз ташлавәтмигин.
Psal UyCyr 118:9  Яш жигит қандақ қилип пак йолда маңалар? У пәқәт сөзүңгә әмәл қилғанда болар.
Psal UyCyr 118:10  Пүтүн қәлбим билән тәлпүндүм Саңа, Һәқ йолуңдин езишқа йол қойма маңа.
Psal UyCyr 118:11  Нийәт қилип гунакар болмаслиқни, Сақлидим қәлбимдә чиң сөзлириңни.
Psal UyCyr 118:12  Һәмдусана болсун Пәрвәрдигар Саңа, Үгәткәйсән низамлириңни маңа.
Psal UyCyr 118:13  Баян қилимән һөкүмлириңни, Җакалаймән тәлимлириңни.
Psal UyCyr 118:14  Адәмләр хурсән болғандәк байлиқлиридин, Шатлинимән өзәм пәризлириңдин.
Psal UyCyr 118:15  Чоңқур пикир қилимән низамлириң үстидә, Ойлинимән йол-қәдимиң һәққидә.
Psal UyCyr 118:16  Сөйүндүрди низамиң мени, Унтумаймән сөзүңни.
Psal UyCyr 118:17  Шәпқитиңни көрсәтсәң мән қулуңға, Шунда мән һаят яшап, әмәл қилай сөз-каламиңға.
Psal UyCyr 118:18  Ачқин мениң көзлиримни, Көрәй тәлимлириңдики карамәтләрни.
Psal UyCyr 118:19  Мусапирмән зиминда, Әмриңни йошурма.
Psal UyCyr 118:20  Жүригим езилмәктә, Тәлпүнүштин һөкүмүңгә.
Psal UyCyr 118:21  Әйипләрсән ләнәткә учриған тәкәббурларни, Әмриңдин езип кәткән мәғрурларни.
Psal UyCyr 118:22  Елип ташла мәндин хорлуқ, мәсқириләрни, Чүнки ада қилип кәлдим пәризлириңни.
Psal UyCyr 118:23  Топлишип маңа сүйиқәст қилсиму һөкүмранлар, Әрзимәс қулуң низамлириң һәққидә йәнила ойлинар.
Psal UyCyr 118:24  Пәризлириң сөйүнүшүмдур, Һәм мениң мәслиһәтчимдур.
Psal UyCyr 118:25  Қара топрақ қойниға алмақчи мени, Вәдәңгә вапа қилип қутқузғин һаятимни.
Psal UyCyr 118:26  Баян қилсам Саңа жүргән йоллиримни, Җавап бәрдиң, үгәт маңа низамлириңни.
Psal UyCyr 118:27  Тәлимиңни чүшинишкә қадир қил мени, Шунда хиял қилалаймән карамәт ишлириңни.
Psal UyCyr 118:28  Ғәм-ғуссилар дәстидин һадуқ йәтти җенимға, Сөзүңгә асасән күч-қудрәт бәргин маңа.
Psal UyCyr 118:29  Һейлә-микир йолидин нери қил мени, Илтипат әйләп үгәт маңа тәлимлириңни.
Psal UyCyr 118:30  Таллидим мән садақәт йолини, Көз алдимда тутимән һөкүмлириңни.
Psal UyCyr 118:31  Пәрвәрдигар, чиң тутимән пәризлириңни, Шәрмәндиликтә қоймиғин мени.
Psal UyCyr 118:32  Қизғин ада қилимән Сениң әмирлириңни, Чүнки шундақ қилишқа қадир қилдиң мени.
Psal UyCyr 118:33  Пәрвәрдигар, чүшәндүргин әмирлириңни, Ахириғичә иҗра қилай уларни.
Psal UyCyr 118:34  Қәлбимни йорутқайсән, йолуңни тутай, Пүтүн вуҗудум билән уларға әмәл қилай.
Psal UyCyr 118:35  Әмирлириңгә бойсунидиған қилғин мени, Чүнки сөйимән Сениң йолуңда меңишни.
Psal UyCyr 118:36  Майил қилмай қәлбимни мәнпийәтләргә, Бәлки хуштар қилғин Сениң пәризлириңгә.
Psal UyCyr 118:37  Нәзиримни жирақ қилип сахтилиқтин, Өз йолуң билән мени роһландурғин.
Psal UyCyr 118:38  Әмәлгә ашурсаң қулуңға бәргән вәдәңни, Хәлиқләр техиму һөрмәтләр Сени.
Psal UyCyr 118:39  Қорқимән, жирақ қил мәндин һақарәтләрни, Бәрһәқ, әла билимән һөкүмлириңни.
Psal UyCyr 118:40  Нәқәдәр тәлпүнимән йол-йоруқлириңға, Мени роһландурғин һәққанийлиғиңда.
Psal UyCyr 118:41  Әй Пәрвәрдигар, көрситип мәңгүлүк муһәббитиңни, Ата қил маңа вәдә қилған ниҗатлиғиңни.
Psal UyCyr 118:42  Шунда җавап берәләймән маңа һақарәт қилғанларға, Чүнки мән тайинимән пәқәт Сениң сөз-каламиңға.
Psal UyCyr 118:43  Бәргин маңа һәқиқий гувалиқниң пурситини, Бағлиғанмән пәқәт Сениң һөкүмиңгә үмүтүмни.
Psal UyCyr 118:44  Бойсунимән дайим тәлимлириңгә, Риайә қилимән һәм мәңгүгә.
Psal UyCyr 118:45  Мән әркин, бехәтәрмән һәммә җайларда, Чүнки бойсунуп кәлдим йол-йоруқлириңға.
Psal UyCyr 118:46  Пәризлириңни сөзләймән шаһлар алдида, Рәт қилинип номуста қалмасмән әсла.
Psal UyCyr 118:47  Әмирлириңдин хурсән болармән, Һәм уларни шунчә сөйәрмән.
Psal UyCyr 118:48  Әмирлириңни һөрмәтләп қолум турар көксүмдә, Ойлинимән мән сөйгән пәрманлириң һәққидә.
Psal UyCyr 118:49  Унтумиғин мән қулуңға бәргән вәдәңни — Маңа үмүт беғишлиған әшу сөзүңни.
Psal UyCyr 118:50  У маңа тәсәллидур қийинчилиқта қалғинимда, Йеңи роһ ата қилар вәдәң маңа.
Psal UyCyr 118:51  Мәсқирә қилсиму мени дайим тәкәббурлар, Лекин Сениң тәлимлириңдин чәтнимидим әсла,
Psal UyCyr 118:52  Әслисәм қедимдин буянқи һөкүмлириңни, Әй Пәрвәрдигар, берәр улар маңа тәсәллини.
Psal UyCyr 118:53  Рәт қилғач яманлар тәлимлириңни, Басалмаймән уларға болған ғәзивимни.
Psal UyCyr 118:54  Жүрсәмму гәр мусапир болуп паний дунияда, Пәрманлириң болди маңа гөзәл бир нахша.
Psal UyCyr 118:55  Әй Пәрвәрдигар, риайә қилимән тәлимлириңгә, Яд етимән намиңни һәрбир кечидә.
Psal UyCyr 118:56  Риайә қилип кәлдим Сениң йол-йоруқлириңға, Бундақ қилиш бәхит елип кәлди маңа.
Psal UyCyr 118:57  Несивәм дәп билимән Пәрвәрдигар бир Өзәңни, Вәдәм бар чиң тутушқа сөзүңни.
Psal UyCyr 118:58  Чин қәлбимдин халап кәлдим шәпқитиңни, Көрсәт маңа вәдә қилған илтипатиңни.
Psal UyCyr 118:59  Нәзәр селип меңиватқан йолумға, Қәдимимни буридим пәризлириң тәрипигә,
Psal UyCyr 118:60  Алдиридим, Әмирлириңни иҗра қилишқа, Һәм һеч иккиләнмидим.
Psal UyCyr 118:61  Гәр яманлар чирмавалсиму ағамчилар билән мени, Унтумасмән әсла Сениң тәлимлириңни.
Psal UyCyr 118:62  Адаләт болғач һөкүмлириңдә, Һәмдусана ейтимән Саңа, Орнумдин туруп йерим кечидә.
Psal UyCyr 118:63  Досттурмән Саңа ихлас қилғанларға, Шерикмән йол-йоруқлириңға риайә қилидиғанларға.
Psal UyCyr 118:64  Мәңгүлүк муһәббитиңгә толғандур зимин, Әй Пәрвәрдигар, низамлириңни маңа үгәткин.
Psal UyCyr 118:65  Өзәң бәргән вәдәңгә асасән, Қулуңға яхшилиқ қилдиң Сән.
Psal UyCyr 118:66  Әқил вә билим бәргәйсән маңа, Чүнки мән ишәндим пәрманлириңға.
Psal UyCyr 118:67  Азғун едим Сән мени җазалаштин илгири, Чиң тутимән есимдә әнди Сениң сөзүңни.
Psal UyCyr 118:68  Нәқәдәр шапаәтликсән, айимидиң яхшилиғиңни, Угәткин маңа низамлириңни.
Psal UyCyr 118:69  Тәкәббурлар чаплисиму ялғандин төһмәт маңа, Амма чин қәлбимдин бойсунимән йол-йоруқлириңға.
Psal UyCyr 118:70  Бепәрвадур уларниң қәлби әзәлдин, Мән болсам сөйүнимән тәлимиңдин.
Psal UyCyr 118:71  Тартқан җапалирим пайдилиқ болди маңа, Чүнки меңишни үгәндим пәрманлириң йолида.
Psal UyCyr 118:72  Ейтқан тәлимлириңни билимән әла, Миңлиған алтун-күмүчтин һәтта.
Psal UyCyr 118:73  Қоллириң яратти, ясиди мени, Әқил бәр маңа чүшинәй әмирлириңни.
Psal UyCyr 118:74  Мени көрүп хуш болар ихласи барлар Саңа, Чүнки үмүтүмни бағлиғанмән сөз-каламиңға.
Psal UyCyr 118:75  Билимән һөкүмлириңниң адиллиғини, Садақитиң билән җазалидиң мени.
Psal UyCyr 118:76  Бәргән вәдәң бойичә мән қулуңға Мәңгүлүк муһәббитиң тәсәлла болсун маңа.
Psal UyCyr 118:77  Рәһим қилип сақлиғайсән һаятимни, Шатлиғим дәп билип кәлдим тәлимлириңни.
Psal UyCyr 118:78  Шәрмәндә болсун тәкәббурлар, Сәвәпсизла маңа наһәқчилик қилғанлар, Ойлирим пәқәт тәлимлириң һәққидә болар.
Psal UyCyr 118:79  Саңа ихлас қилидиғанлар кәлсун йенимға, Пәризлириңни үгитимән уларға.
Psal UyCyr 118:80  Сәмимий иҗра қилай пәрманлириңни, Шәрмәндиликтә қоймас улар мени.
Psal UyCyr 118:81  Интизармән ниҗатлиғиңға, Үмүтүмни бағлиғач сөз-каламиңға.
Psal UyCyr 118:82  Сени «қачан тәсәлла берәркин» дәп, Интизарлиқтин талди көзләр вәдә күтүп.
Psal UyCyr 118:83  Охшап қалсамму гәр иста қуриған керәксиз тулумға, Һәрдәм чиң сақлидим пәрманлириңни ядимда.
Psal UyCyr 118:84  Қачанғичә күткүзәрсән мән қулуңни, Қачанлиққа җазаларсән маңа зиянкәшлик қилғанларни?
Psal UyCyr 118:85  Тәкәббурлар мән үчүн ора колар, Улар Сениң тәлимиңгә қарши чиқар.
Psal UyCyr 118:86  Ишәнчликтур әмирлириңниң һәммисила, Ярдәм қил, дүшмәнләр сәвәпсиз зиянкәшлик қилмақта маңа.
Psal UyCyr 118:87  Йәр йүзидин йоқ қилай дәп қалсиму улар мени, Амма рәт қилмидим йол-йоруқлириңни.
Psal UyCyr 118:88  Роһландурғин мени мәңгүлүк муһәббитиңдә, Бойсунай Сениң бәргән пәризлириңгә.
Psal UyCyr 118:89  Әй Пәрвәрдигар, сөзүң мәңгүлүктур, У асманда мустәһкәм турғандур.
Psal UyCyr 118:90  Әвлаттин-әвлатқичә билдүрдүң садақитиңни, Орнаттиң өз орниға мустәһкәм қилип йәрни.
Psal UyCyr 118:91  Әмриң билән моҗут болуп турмақта пүтүн дуния, Чүнки пүткүл мәвҗудат қулдур Саңа.
Psal UyCyr 118:92  Шатланмиған болсам әгәр тәлимлириңдин, Һалак болар едим азап-оқубәтләрдин.
Psal UyCyr 118:93  Унтумасмән әсла Сениң йол-йоруқлириңни, Чүнки улар роһландурди һаятимни.
Psal UyCyr 118:94  Мән Саңа мәнсүптурмән, қутқуз мени, Чүнки иҗра қилип кәлдим йол-йоруқлириңни.
Psal UyCyr 118:95  Пәйт күтсиму яманлар вәйран қилмаққа мени, Амма дилимда сақлаймән йәнила пәризлириңни.
Psal UyCyr 118:96  Көрдүм мән чәкликлигини һәммә нәрсиниң, Амма кәмтүги йоқтур әмирлириңниң.
Psal UyCyr 118:97  Шу қәдәр сөйимән тәлимлириңни, Яд етимән күн бойи уларни.
Psal UyCyr 118:98  Дүшминимдин дана болдум әмриң билән, Чүнки тәлимиң биргә болғач дайим мән билән.
Psal UyCyr 118:99  Әқил-идрәк устазлиримниңкидин көпирәк болди мәндә, Чүнки чоңқур тәпәккүр қилдим әмирлириң һәққидә.
Psal UyCyr 118:100  Ақсақаллардинму даналиғирақ болдум, Чүнки йол-йоруқлириңға бойсундум.
Psal UyCyr 118:101  Әла билип сөзүңгә әгишишни, Рәт қилип кәлдим һәммә яманлиқни.
Psal UyCyr 118:102  Һөкүмлириңдин чәтнәп кәтмидим, Чүнки Өзәң бәргәнсән тәлим.
Psal UyCyr 118:103  Сөзүң шерин тетиди тилимға, Һәсәлдин татлиқ туюлди ағзимға.
Psal UyCyr 118:104  Дана болурмән йол-йоруқлириңдин, Нәпрәтлинимән шуңа сахта йоллардин.
Psal UyCyr 118:105  Чирақ болуп сөзүң путлиримға, Нур берәр у йоллиримға.
Psal UyCyr 118:106  Қәсәм ичтим, садиқмән қәсимимгә, Бойсунимән адил һөкүмлириңгә.
Psal UyCyr 118:107  Қалдим мән қийинчилиқ, мүшкүллүктә, Әй Пәрвәрдигар, роһландур мени вәдәң бойичә.
Psal UyCyr 118:108  Қобул қил чин дилимдин чиққан мәдһийилиримни, Әй Пәрвәрдигар, үгәткин маңа тәлимлириңни.
Psal UyCyr 118:109  Һаятим болсиму дайим ховуп астида, Амма тәлимлириңни унтумасмән әсла.
Psal UyCyr 118:110  Қапқан қурсиму мән үчүн гәрчә яманлар, Йол-йоруқлириңдин чиқмасмән әсла.
Psal UyCyr 118:111  Мәңгүлүк мирастур маңа пәризлириң, Шүбһисизки, шатлиғидур улар қәлбимниң.
Psal UyCyr 118:112  Қарарим бар бойсунушқа, Мәңгүгичә низамлириңға.
Psal UyCyr 118:113  Өч көримән икки йүзлүкләрни, Бирақ сөйимән Сениң тәлимлириңни.
Psal UyCyr 118:114  Башпана, қалқандурсән маңа, Үмүтүм бардур Сениң сөз-каламиңда.
Psal UyCyr 118:115  Көз алдимдин йоқилиңлар, әй яманлиқ қилғучилар, Худайимниң әмригә бойсунмаққа қарарим бар.
Psal UyCyr 118:116  Өзәң вәдә қилғиниңдәк яр-йөләк бол һаятимға, Шәрмәндә қилип қойма мени үмүтсиз һалға.
Psal UyCyr 118:117  Йөләнчүк болғин маңа, шунда еришәй ниҗатлиққа, Һәм көңүл бөләй Сениң пәрманлириңға дайима.
Psal UyCyr 118:118  Нәзириңдә әрзимәстур пәрманиңдин тайғанлар, Бекардур қанчилик һейлә-микирлиқ қилсиму улар.
Psal UyCyr 118:119  Әхлитини айриғандәк отта тавлап алтунни, Йоқ қилисән йәр йүзидин яманларниң һәммисини, Мән сөйимән Сениң барлиқ пәризлириңни.
Psal UyCyr 118:120  Вуҗудум титирәр қорқуп Сениңдин, Вәһимигә чүшимән һөкүмлириңдин.
Psal UyCyr 118:121  Қилдим адил, тоғра ишларни, Залимларниң қолиға қалдурма мени.
Psal UyCyr 118:122  Капаләт бәргин мән қулуңниң бәхтигә, Йол қойма тәкәббурларниң мени езишигә.
Psal UyCyr 118:123  Көзлирим талди Сениң ниҗатлиғиңға тәлмүрүп, Ишәнчлик вәдәңниң әмәлгә ешишини күтүп.
Psal UyCyr 118:124  Мән қулуңға йәткүзүп мәңгүлүк муһәббитиңни, Үгәт маңа низамлириңни.
Psal UyCyr 118:125  Әқил-идрәк бәргин мән қулуңға Пәризлириңни чүшинәләймән шундила.
Psal UyCyr 118:126  Әй Пәрвәрдигар, вақтиң кәлди һәрикәт қилишқа, Чүнки хәлиқ бойсунмиди қанунлириңға.
Psal UyCyr 118:127  Бәрһәқ, алтундин әла билимән әмирлириңни, Һәтта сап алтундин артуқ көримән уларни.
Psal UyCyr 118:128  Адил дәп қараймән пәрманлириңни, Өч көримән барлиқ сахтилиқларни.
Psal UyCyr 118:129  Пәризлириң болғач Сениң бебаһа, Бойсунимән шуңа мән уларға.
Psal UyCyr 118:130  Сөзүңниң мәнаси йешилгәндә, нур чачар йолумизға, Әқил-идрәк берәр у саддә инсанларға.
Psal UyCyr 118:131  Нәпсимни қисар мениң тәшналиқ, Чүнки бардур әмриңгә интизарлиқ.
Psal UyCyr 118:132  Һалимдин хәвәр алғин көрситип шәпқитиңни, Намиңни сөйгәнләргә көрсәткәндәк меһриңни.
Psal UyCyr 118:133  Вәдәң бар мәзмут қилмақлиққа қәдимимни, Маңа ғоҗа қилип қойма һечбир гунани.
Psal UyCyr 118:134  Инсанлар зулумидин қутқуз мени, Чиң тутай Сениң йол-йоруғуңни.
Psal UyCyr 118:135  Җамалиңниң нурини чечип маңа, Пәрманлириңни үгәткин мән қулуңға.
Psal UyCyr 118:136  Хәлиқләр бойсунмиғач қанунуңға, Көз йешим дәрия болуп ақмақта.
Psal UyCyr 118:137  Әй Пәрвәрдигар, адилсән Өзәң, Һәққаний һәм һөкүмлириң.
Psal UyCyr 118:138  Адилдур буйруған пәризлириң, Ишәнчликтур һәммиси уларниң.
Psal UyCyr 118:139  Ғәзәплирим көйдүрмәктә тенимни, Дүшмәнлирим мәнситмигәч сөзүңни.
Psal UyCyr 118:140  Ишәнчлик болғачқа вәдилириң Сениң, Сөйәр уларни шунчилик мәнки қулуң.
Psal UyCyr 118:141  Харлансамму керәксиз инсан болуп, Қалмасмән йол-йоруқлириңни әсла унтуп.
Psal UyCyr 118:142  Мәңгүлүктур адалитиң, Һәқиқәттур тәлимлириң.
Psal UyCyr 118:143  Кәлгинидә бешимға азап вә оқубәт, Әмирлириң болди маңа шатлиқ зияпәт.
Psal UyCyr 118:144  Пәризлириң адилдур та әбәдкә, Роһлинай мән, нур ата қил қәлбимгә.
Psal UyCyr 118:145  Әй Пәрвәрдигар, чин қәлбимдин налә қилимән Саңа, Бойсунимән пәрманлириңға, җавап бәр маңа.
Psal UyCyr 118:146  Илтиҗа қилимән, қутқузғин мени, Чиң тутай шунда пәризлириңни.
Psal UyCyr 118:147  Пәрият қилимән мәдәт тиләп сәһәрдә, Үмүтүмни бағлиғачқа пәқәт Сениң сөзүңгә.
Psal UyCyr 118:148  Кирпик қақмай чиқимән кечичә, Ойға петип Сениң вәдәң һәққидә.
Psal UyCyr 118:149  Муһәббәтлик Пәрвәрдигар, аңлиғайсән авазимни, Адаләтлик Пәрвәрдигар, қутқузғин һаятимни.
Psal UyCyr 118:150  Йеқинлап кәлмәктә маңа яман инсанлар, Тәлимлириңдин жирақтур улар.
Psal UyCyr 118:151  Әй Пәрвәрдигар, йеқинсән маңа, Әмирлириңниң һәммиси тоғра.
Psal UyCyr 118:152  Узундин бери билдимки шуни, Пәризлириңниң мәңгүлүгини.
Psal UyCyr 118:153  Нәзәр селип азаплиримға, қутқузғин мени, Унтумидим мән Сениң тәлимлириңни.
Psal UyCyr 118:154  Давайимни қоллиғин, қутқузғин мени, Вәдәң бойичә сақлиғин һаятимни.
Psal UyCyr 118:155  Яман инсанлар ниҗатсиз қалар, Етивар бәрмигәч әмирлириңгә улар.
Psal UyCyr 118:156  Пәрвәрдигар, меһир-шәпқәт молдур Сениңдә, Мени роһландурғин дегиниңдәк һөкүмүңдә.
Psal UyCyr 118:157  Болсиму гәр көп зиянкәшлик қилғучилар шунчә, Пәризлириңдин йүз өрүмәсмән қилчә.
Psal UyCyr 118:158  Нәпрәтлинимән бойсунмасларға, Риайә қилмиғач сөзлириңгә.
Psal UyCyr 118:159  Нәқәдәр сөйимән-һә, Сениң йол-йоруқлириңни, Мәңгүлүк муһәббитиң билән роһландур мени.
Psal UyCyr 118:160  Сөзүңниң асаси һәқиқәттур, Һөкүмлириң адил, мәңгүгә давам қилур.
Psal UyCyr 118:161  Сәвәпсизла зиянкәшлик қилсиму һөкүмдарлар, Қәлбим пәқәт сөзүңдин қорқуп турар.
Psal UyCyr 118:162  Сөзүңдин сөйүнүп кәлдим шунчә, Еришкәндәк интайин зор ғәзнигә.
Psal UyCyr 118:163  Жиркинимән ялғанчилиқтин, Сөйүнимән тәлимиңдин.
Psal UyCyr 118:164  Саңа һәр күн йәттә вақ мәдһийәм бар, Бәрһәқ, һәммә һөкүмүңгә адиллиқ яр.
Psal UyCyr 118:165  Тәлимиңни сөйгәнләргә аманлиқ болар, Һеч нәрсигә путлишип жиқилмас улар.
Psal UyCyr 118:166  Әй Пәрвәрдигар, тәлмүрүп күтимән ниҗатлиғиңни. Иҗра қилип кәлдим мән Сениң әмирлириңни.
Psal UyCyr 118:167  Пәризлириңгә риайә қилимән, Һәм уларни қизғин сөйимән.
Psal UyCyr 118:168  Бойсунимән пәризлириң, низамлириңға, Бәрһәқ, һәммә әмәллирим аяндур Саңа.
Psal UyCyr 118:169  Пәрвәрдигар қулақ салғин аһу-заримға, Вапа қилип вәдәңгә идрәк бәргин маңа.
Psal UyCyr 118:170  Аңлиғайсән Пәрвәрдигар илтиҗайимни, Вапа қилип сөзүңгә қутқузғин мени.
Psal UyCyr 118:171  Ләвлиримдин орғуп чиқар һәмдусана, Чүнки Сән әмирлириңни үгәттиң маңа.
Psal UyCyr 118:172  Сөзлириң күйлинәр тиллиримда, Чүнки бардур адиллиқ буйруғуңда.
Psal UyCyr 118:173  Тәйяр қилғин ярдәмгә қолуңни, Чүнки мән таллиғанмән йолуңни.
Psal UyCyr 118:174  Ниҗатлиғиңға тәшнамән Пәрвәрдигар, Тәлимиңдин қәлбим мениң шатлиққа толар.
Psal UyCyr 118:175  Илһам бәр маңа, һәмдусана ейтай Саңа, Һөкүмлириң ярдәм қилсун маңа.
Psal UyCyr 118:176  Адаштим қой кәби йолумдин, издә қулуңни, Чүнки мән унтумасмән әмирлириңни.