Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
HEBREWS
Up
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13
Chapter 1
Hebr UyCyr 1:1  Қедимки заманларда Худа әҗдатлиримизға пәйғәмбәрләр арқилиқ һәр хил йоллар билән нурғун қетим сөзлигән еди.
Hebr UyCyr 1:2  Мошу ахирқи вақитларда болса бизгә Өз Оғли арқилиқ сөзлиди. Худа каинатни Оғли арқилиқ яратти вә Оғлини пүткүл мәвҗудатниң мирасхори қилип бәкитти.
Hebr UyCyr 1:3  У Атиси Худаниң улуқлуғидин парлиған нур, Атисиниң тәбиитиниң һәқиқий обризидур. У Өз сөзиниң қудрити билән пүткүл каинатниң моҗутлуғини давамлаштурмақта. У Өзини қурван қилиш төләмигә инсанларниң гуналиридин паклиниш йолини ечип бәргәндин кейин, асмандики Худаниң оң йенида олтарди.
Hebr UyCyr 1:4  Демәк, Оғулға берилгән мәртивә периштәләрниң­ки­дин көп үстүн болғинидәк, Оғулниң Өзиму улардин көп үстүндур.
Hebr UyCyr 1:5  Чүнки Муқәддәс Язмиларда мундақ дейилгән: «Сән Мениң Оғлум­сән, бүгүн Мән Сениң Атаң екәнлигимни җакалидим». Бу сөзни Худа һәр қандақ бир периштәсигә дегән әмәс, шундақла Худа йәнә һеч қандақ бир периштә тоғрилиқ: «Мән Униңға Ата болимән, уму Маңа Оғул болиду», дегәнму әмәс.
Hebr UyCyr 1:6  Һалбуки, Худа Өзиниң әң алий һоқуқ­луқ бирдин-бир Оғлини йәр йүзигә әвәткәндә, «Пүткүл периштәләр Униңға сәҗдә қилсун», дегән.
Hebr UyCyr 1:7  Худа периштәләр һәққидә: «Худа хизмәткарлири болған Өз периш­тәлирини шамал һәм от ялқуни қилар», дегән болса,
Hebr UyCyr 1:8  Оғлиға: «Сән Худасән, тәхтиң мәңгүлүктур. Сән адиллиқ билән һоқуқ жүргүзисән.
Hebr UyCyr 1:9  Һәққанийәтни сөйдүң, наһәқлиқтин нәпрәтләндиң. Шуниң үчүн Худа — Сениң Егәңниң Саңа ата қилған шан-шөһрәт вә пәхрий шатлиғи һәмралириңға ата қилғинидин көп артуқтур», дегән.
Hebr UyCyr 1:10  Худа Оғлиға йәнә мундақ дегән: «Әй Рәб, Сән һәммидин бурун зиминниң асасини салдиң, Асманму Сениң қоллириңниң иҗадийитидур.
Hebr UyCyr 1:11  Улар йоқилиду, лекин Сән мәңгү йоқалмайсән. Асман-зимин кийим-кечәктәк конирайду.
Hebr UyCyr 1:12  Уларни худди кона чапанни жиғиштурғандәк пүрләп жиғиштурисән. Кийим-кечәк йеңиланғандәк, Асман-зиминму йеңилиниду. Лекин Сән әсла өзгәрмәйсән. Һаятлиғиң ахирлашмайду».
Hebr UyCyr 1:13  Худа Өз Оғлиға дегән мону сөзни периштәләрниң бирәрсигә дәп баққан әмәс: «Мән Сениң дүшмәнлириңни Айиғиң астида дәссәткичә, Мениң оң йенимда олтарғин!»
Hebr UyCyr 1:14  Шундақ екән, пүткүл периштәләр пәқәт Худаниң хизмәткар­лиридур. Улар қутқузулидиғанларға хизмәт қилиш үчүн Худа тәрипи­дин әвәтилгән роһлардур.
Chapter 2
Hebr UyCyr 2:1  Шуңа һәқиқәттин жирақлишип кәтмәслигимиз үчүн, аңлиған һәқиқәттә техиму чиң турушимиз керәк.
Hebr UyCyr 2:2  Периштәләр арқилиқ Муса пәйғәмбәргә йәткүзүлгән Тәврат қануниниң һәқ екәнлиги испатланған һәм шу қанунға хилаплиқ қилғанлар яки бойсунушқа сәл қариғанларниң һәммиси тегишлик җазасини тартқан.
Hebr UyCyr 2:3  Шундақ екән, шунчә улуқ қутқузулушқа көз жумсақ, қандақму шу җазадин қечип қутулалаймиз?! Қутқузулуш хәвирини дәсләптә Рәббимиз уқтурған, Уни беваситә аңлиғанлар бу қутқузулушниң һәқлиғи тоғрисида бизгә гувалиқ бәргән.
Hebr UyCyr 2:4  Худа көрсәткән һәр хил мөҗүзә, карамәт вә қудрәт­лик ишлар, шундақла Өз ирадиси бойичә мәсиһийләргә Муқәддәс Роһниң һәдийәлирини ата қилиш арқилиқ буниңға гувалиқ бәрди.
Hebr UyCyr 2:5  Мән дәватқан кәлгүси дунияни Худа периштәләрниң башқуру­шиға өткүзүп бәргини йоқ.
Hebr UyCyr 2:6  Бу һәқтә Муқәддәс Язмиларниң бир йеридә мундақ гувалиқ берилгән: «Әй Худа, адәм немә еди, Сән униңға шунчә ғәмхорлуқ қилғидәк? Адәм балиси немә еди, Сән униңға шунчә көңүл бөлгидәк?
Hebr UyCyr 2:7  Гәрчә уни периштәләрдин бир аз төвән қилған болсаңму, Шан-шәрәп вә һөрмәт таҗини униңға кийдүрүп,
Hebr UyCyr 2:8  Барлиқ мәвҗудатларни униңға тиз пүктүрдүң». «Барлиқ мәвҗудатларни униңға тиз пүктүрдүң» дегини, һеч қандақ нәрсә униң башқурушиниң сиртида әмәс дегәнликтур. Бирақ барлиқ мәвҗудатларниң униңға тиз пүктүрүлгинини техи көрмидуқ.
Hebr UyCyr 2:9  Лекин һазир биз Өзини қурван қилиш сәвәвидин шан-шәрәп вә һөрмәт таҗи кийдүрүлгән Әйса Мәсиһни көрдуқ. У Худаниң меһир-шәпқити билән пүткүл инсанларни дәп, бир мәзгил периштәләрдин төвән қилинип, өлүмниң тәмини тетиди.
Hebr UyCyr 2:10  Пүткүл мәвҗудатни Өзи үчүн вә Өзи арқилиқ яратқан Худа нурғун пәрзәнтләрни Өзиниң шан-шәривидин һөзүрләндүрүш үчүн, уларни қутқузулушқа елип барғучи Әйса Мәсиһни азап-оқубәт арқилиқ камаләткә йәткүзүшни мувапиқ көрди.
Hebr UyCyr 2:11  Инсанларни пак қилғучи Әйса Мәсиһ билән пак қилинған инсанлар һәммиси бир Атидиндур. Шуниң үчүн Әйса Мәсиһ уларни «қериндаш» дейиштин номус қилмай,
Hebr UyCyr 2:12  худди Муқәддәс Язмиларда йезилғандәк, Худаға: «Намиңни қериндашлиримға җакалаймән, Җамаәт ичидә Сени қошаққа қетип мәдһийиләймән», дегән.
Hebr UyCyr 2:13  У йәнә: «Мән Саңа ишинимән» вә «Қараңлар, мана Мән бу йәрдә Худа Маңа ата қилған пәрзәнтләр билән биллә», дегән.
Hebr UyCyr 2:14  Пәрзәнтләрниң тени гөш билән қанниң гәвдиси болғачқа, Әйса Мәсиһму шу пәрзәнтләрниңкигә охшаш гәвдидә болди. Бундақ қилиштики мәхсәт, У Өз өлүми арқилиқ өлүм һоқуқини тутқан шәйтан­ниң күчини бекар қилип,
Hebr UyCyr 2:15  өмүр бойи өлүм қорқунучиниң қули болғанларниң һәммисини азатлиққа ериштүрүш үчүн еди.
Hebr UyCyr 2:16  Наһайити рошәнки, Әйса Мәсиһ периштәләргә әмәс, Ибраһимниң әвлатлириға ярдәм беришкә кәлди.
Hebr UyCyr 2:17  Шуңа У һәр җәһәттин қерин­даш­лириға охшаш болуши керәк еди. Шундақ болғанда, У Худаниң хизмитидә рәһимдил вә садиқ Баш Роһаний болуп, инсанларниң гуналирини Худаниң кәчүрүшигә ериштүридиған қурванлиқни берәләтти.
Hebr UyCyr 2:18  У синақларни Өз бешидин кәчүрүп, азап чәккәчкә, синақ­ларға дуч кәлгәнләргә ярдәм берәләйду.
Chapter 3
Hebr UyCyr 3:1  Шундақ екән, әй маңа охшаш асманға чақирилған, Худаға атал­ған қериндашлар, өзимиз етирап қилған, Худаниң әлчиси вә Баш Роһанийи болған Әйса Мәсиһ тоғрилиқ ойлинип көрүңлар.
Hebr UyCyr 3:2  Худди Муса пәйғәмбәр Худаниң аилисидә хизмәт қилғанда, Худаға садиқ болғандәк, Әйса Мәсиһму Өзини тайинлап хизмәткә қойған Худаға садиқ болди.
Hebr UyCyr 3:3  Лекин өй салғучи өзи салған өйдинму артуқ махти­нишқа сазавәр болғинидәк, Әйса Мәсиһму Муса пәйғәмбәрдин артуқ шан-шәрәпкә лайиқтур.
Hebr UyCyr 3:4  Әлвәттә, һәммә өйниң бәрпа қилғучиси бардур, пүтүн мәвҗудатниң бәрпа қилғучиси болса Худадур.
Hebr UyCyr 3:5  Муса пәйғәмбәр бир хизмәткар болуш салаһийити билән Худаниң аили­сидә садиқлиқ билән хизмәт қилған. Униң хизмити болса Худаниң кейинки вақитларда ашкарилимақчи болған һәқиқәтлиригә зимин һазирлаштин ибарәт еди.
Hebr UyCyr 3:6  Лекин Әйса Мәсиһ болса, Оғул болуш салаһийити билән Худаниң әшу аилисини садиқлиқ билән башқурди. Әгәр биз җасаритимизни вә пәхирлинидиған үмүтүмизни ахирғичә давамлаштурсақ, Худаниң аилисигә тәвә болған болимиз.
Hebr UyCyr 3:7  Шуңа Муқәддәс Язмиларда Муқәддәс Роһниң дегинидәк, «Бүгүн Худаниң авазини аңлиғиниңларда, Әҗдатлириңлар Худаға хаинлиқ қилған Вә чөлдә Уни синиған күнләрдикидәк җаһиллиқ қилмаңлар.
Hebr UyCyr 3:8  Шуңа Муқәддәс Язмиларда Муқәддәс Роһниң дегинидәк, «Бүгүн Худаниң авазини аңлиғиниңларда, Әҗдатлириңлар Худаға хаинлиқ қилған Вә чөлдә Уни синиған күнләрдикидәк җаһиллиқ қилмаңлар.
Hebr UyCyr 3:9  Гәрчә әҗдатлириңлар қилғанлиримни уда қириқ жилғичә көргән болсиму, Йәнила Мениң сәвир-тақитимни синиған еди.
Hebr UyCyr 3:10  Шуниң үчүн у заманниң кишилиригә ғәзәпләндим Вә дедимки: ‹ Уларниң қәлби Мәндин жирақ. Мениң йолумни чүшәнмәйду.
Hebr UyCyr 3:11  Шуңа ғәзәпләнгинимдә қәсәм қилғинимдәк, Улар арамлиғимдин һәргизму һөзүрлинәлмәйду › ».
Hebr UyCyr 3:12  Әй қериндашлар, һәр қайсиңлар қәлбиңларниң яман нийәт вә ишәнмәсликкә толуп, мәңгү һаят Худадин йүз өрмәслигигә диққәт қилиңлар.
Hebr UyCyr 3:13  Һеч қайсиңларниң қәлбиниң гунаниң аздуруши билән җаһиллашмаслиғи үчүн, «бүгүнла» болидикән, бир-бириңларни илһамландуруңлар.
Hebr UyCyr 3:14  Дәсләптики ишәнчимизни бошаштурмай ахир­ғичә давамлаштурсақла, Әйса Мәсиһ билән биллә һәммидин ортақ һөзүрлинимиз.
Hebr UyCyr 3:15  Жуқурида ейтилғинидәк, «Бүгүн Худаниң авазини аңлиғиниңларда, Әҗдатлириңлар Худаға хаинлиқ қилған күнләрдикидәк Җаһиллиқ қилмаңлар».
Hebr UyCyr 3:16  Худаниң авазини аңлап туруп, Униңға хаинлиқ қилғанлар кимләр еди? Муса пәйғәмбәр ғалибилик һалда Мисирдин елип чиққан әшу исраилларниң һәммиси әмәсму?
Hebr UyCyr 3:17  Худа қириқ жил кимләргә ғәзәп­лән­ди? Йәнила шу гуна өткүзүп, җәсәтлири чөлдә қалғанларға әмәсму?
Hebr UyCyr 3:18  Худа кимләрни Өз арамлиғидин һөзүрләндүрмәсликкә қәсәм қилди? Худаға бойсунмиғанларни әмәсму?
Hebr UyCyr 3:19  Булардин көрүвала­лай­мизки, улар ишәнмигәнлиги үчүн, Худаниң арамлиғидин һөзүрли­нәлмиди.
Chapter 4
Hebr UyCyr 4:1  Бирақ Худаниң арамлиғидин һөзүрлиниш тоғрисидики вәдиси биз үчүн инавәтликтур. Шуңа аримиздики бирәрсиниңму бу мүмкинчиликтин мәһрум қелишидин еһтият қилайли.
Hebr UyCyr 4:2  Худаниң арамлиғи һәққидики бу Хуш Хәвәр худди чөлдики исраилларға аңлитилғандәк бизләргиму аңлитилди. Лекин уларниң аңлиғанлири ишәнчи билән жуғурулмиғанлиқтин, уларға һеч қандақ пайдиси болмиған еди.
Hebr UyCyr 4:3  Биз мәсиһийләр бу арамлиқтин һөзүрлинәләймиз. Лекин ишәнмигәнләргә кәлсәк, дәл Худаниң ейтқинидәк: «Шуңа ғәзәпләнгинимдә қәсәм қилғинимдәк, Улар арамлиғимдин һәргиз һөзүрлинәлмәйду». Худа дунияни яратқандила, һәммә ишни тамамлиған еди.
Hebr UyCyr 4:4  Чүнки яритилишниң йәттинчи күни һәққидә Муқәддәс Язмиларниң бир айитидә мундақ дейилгән: «Йәттинчи күни кәлгәндә, Худа яритиш ишини тамамлап арам алди». Демәк, Худаниң арамлиғи аллибурун моҗут еди.
Hebr UyCyr 4:5  Бирақ жуқурида ейтилғандәк Худа: «Улар арамлиғим­дин һәргиз һөзүрлинәлмәйду», дегән.
Hebr UyCyr 4:6  Буниңдин билимизки, Худаниң арамлиғи тоғрисидики бу Хуш Хәвәр­ни авал аңлиғанлар Худаға бойсунмиғанлиғи үчүн, арамлиқтин һөзүрлинәлмиди. Лекин бу арамлиқтин чоқум һөзүрлинәләйдиғанлар бар.
Hebr UyCyr 4:7  Шуниң үчүн Худа әйнә шу арамлиқтин һөзүрлинәләйдиғанларни көздә тутуп, узақ вақиттин кейин мәлум бир күнни «бүгүн» дәп бәкитип, бурун ейтқан төвәндики сөзләрни Давут падиша арқилиқ Зәбурда йәнә ейтқан: «Бүгүн Худаниң авазини аңлиғиниңларда, Җаһиллиқ қилмаңлар».
Hebr UyCyr 4:8  Әгәр Худаниң арамлиғи әҗдадимиз Йәшу исраилларни Худа беришкә вәдә қилған Қанан зиминиға башлап киргәндики арамлиқ болсиди, Худа кейин йәнә арамлиқ һәққидә тохтилип, «бүгүн» деми­гән болатти.
Hebr UyCyr 4:9  Қисқиси, Худаниң йәттинчи күнидики арамлиғи Худаниң Өз бәндилирини күтүватиду.
Hebr UyCyr 4:10  Худаниң арамлиғиға киргүчиләр худди Худа дунияни яритиш ишидин арам алғандәк, өзлириниң ишлиридин арам алиду.
Hebr UyCyr 4:11  Шуңа Худаға әйнә шу исраиллардәк бойсунмаслиқ қилип, жиқилип чүшмәс­­ли­гимиз үчүн, һәр биримиз бу арамлиқтин һөзүрлинишкә тири­шайли.
Hebr UyCyr 4:12  Худаниң сөзи һаятий күчкә егә болған үнүмлүк сөздур. У һәр қандақ қош бислиқ қиличтинму иштик болуп, җан билән роһни, жилик билән боғумларни бир-биридин айриветәлигидәк өткүрлүк билән киши­ләрниң көңлигә кирип, уларниң йошурун арзу-һәвәс вә ой-пикирлирини паш қилиду.
Hebr UyCyr 4:13  Худадин йошуруналайдиған һеч қандақ мәвҗудат йоқтур. Биз һесап беридиған Худа алдида һәммә нәрсә очуқ-ашкаридур.
Hebr UyCyr 4:14  Худа Оғли Әйса Мәсиһ бизниң асманға чиқип кәткән улуқ Баш Роһанийимиз болғачқа, етирап қилған ишәнчимиздә чиң турайли.
Hebr UyCyr 4:15  Чүнки бизниң бу Баш Роһанийимиз аҗизлиқлиримизға һисдашлиқ қилмай қалмайду. Уму бизгә охшаш һәр хил синақларға дуч кәлгән, лекин гуна қилип бақмиғандур.
Hebr UyCyr 4:16  Шуңа жүригимиз тоқ һалда меһир-шәпқәтлик Худаниң тәхтигә йеқинлишайли. Буниң билән Худаниң рәһим-шәпқитигә еришип, еһтияҗлиқ вақтимизда ярдәмгә егә бола­лаймиз.
Chapter 5
Hebr UyCyr 5:1  Һәр қетимлиқ баш роһаний кишиләр арисидин таллинип, өз хәлқигә вакалитән Худаға хизмәт қилишқа тайинлинип, уларниң Худаға аталған һәдийәлирини вә гуналири үчүн қилған қурванлиқ­лирини Худаға суниду
Hebr UyCyr 5:2  вә Худаниң йолини билмәй йолдин чәтнигән­ләргә мулайимлиқ билән муамилә қилалайду, чүнки униңму нурғун аҗизлиқлири бар.
Hebr UyCyr 5:3  Шуниң үчүн у хәлқиниң гуналири үчүнла әмәс, өз гуналири үчүнму қурванлиқ сунуши керәк.
Hebr UyCyr 5:4  Һеч бир киши баш роһаний мәртивисигә өзлүгидин еришәлмәйду, пәқәт Һарунға охшаш, Худа тәрипидин чақирилғандила бу мәртивигә еришәләйду.
Hebr UyCyr 5:5  Худди шуниңдәк Әйса Мәсиһму Баш Роһаний мәртивисигә Өзлүги­дин еришкән әмәс. Бәлки Худа Уни тайинлап, Униңға: «Сән Мениң Оғлумсән, Бүгүн Мән Сениң Атаң екәнлигимни җакалидим», дегән.
Hebr UyCyr 5:6  Муқәддәс Язмиларниң йәнә бир йеридә Худа Униңға: «Сән Малкисидиққа охшаш тәртиптә тайинланған мәңгүлүк Роһанийсән», дегән.
Hebr UyCyr 5:7  Әйса Мәсиһ йәр йүзидики вақтида, Өзини өлүмдин қутқуза­лайдиған Худаниң алдида қаттиқ жиғлап туруп, көз яшлири билән дуа-тилавәт қилған. Униң садақәтмәнлигидин дуалири Худаға йәткән еди.
Hebr UyCyr 5:8  Гәрчә У Худа Оғли болсиму, азап чекиш җәриянида бойсунушни үгәнди.
Hebr UyCyr 5:9  У мана мошундақ пүтүнләй бойсунғачқа, мукәммәл Баш Роһаний болуш һөддисидин чиқип, Өзигә бойсунғучиларниң һәммиси үчүн мәңгүлүк қутқузулуш мәнбәси болди.
Hebr UyCyr 5:10  У Худа тәрипи­дин худди Малкисидиққа охшаш тәртиптә Баш Роһаний қилип җакаланди.
Hebr UyCyr 5:11  Бу һәқтә ейтишқа тегишлик нурғун сөзлирим бар, лекин чүши­нәй демәй аңлапла қойсаңлар, буни силәргә чүшәндүрүш тәс.
Hebr UyCyr 5:12  Гәрчә силәр аллиқачан тәлим бәргүчи болушқа тегишлик болсаңларму, бирақ әмәлиятта силәр йәнила башқиларниң Худаниң сөзи тоғриси­дики асасий билимләрни баштин үгитишигә муһтаҗсиләр. Демәк, силәргә йемәклик әмәс, бәлки йәнила сүт керәк.
Hebr UyCyr 5:13  Чүнки пәқәт сүткила тайинидиғанлар бовақтин пәриқсиз болуп, уларда һәққанийәт һәққидики тәлимләрни егиләш тәҗрибиси камдур.
Hebr UyCyr 5:14  Йемәклик болса йетилгәнләр үчүндур. Чүнки уларниң әқли йетилиш җәриянида яхши-яманни пәриқ етишкә көнгәндур.
Chapter 6
Hebr UyCyr 6:1  Шуниң үчүн өлүмгә елип баридиған яманлиқлардин йениш, Худаға ишиниш, чөмүлдүрүлүшни қобул қилиш, башқиларға қол тәккүзүп дуа қилиш, тирилдүрүлүш вә мәңгүлүк һөкүм қатарлиқ тәлимләргә қайта асас салимиз, дәп олтармайли. Әйса Мәсиһ тоғриси­дики бу хил башланғуч тәлимләрдә тохтап қалмай, йетилишкә қарап маңайли.
Hebr UyCyr 6:2  Шуниң үчүн өлүмгә елип баридиған яманлиқлардин йениш, Худаға ишиниш, чөмүлдүрүлүшни қобул қилиш, башқиларға қол тәккүзүп дуа қилиш, тирилдүрүлүш вә мәңгүлүк һөкүм қатарлиқ тәлимләргә қайта асас салимиз, дәп олтармайли. Әйса Мәсиһ тоғриси­дики бу хил башланғуч тәлимләрдә тохтап қалмай, йетилишкә қарап маңайли.
Hebr UyCyr 6:3  Худа халиса, биз шундақ қилимиз.
Hebr UyCyr 6:4  Бәзи адәмләрни товва қилдуруп, қайтидин Худа йолиға башлаш мүмкин әмәс. Чүнки улар бир чағларда Худаниң нури билән йорутул­ған, Худаниң илтипатидин һөзүрләнгән, Муқәддәс Роһқа ортақ болған,
Hebr UyCyr 6:5  Худаниң сөзиниң яхшилиғини вә келидиған заманда Худа аян қилидиған қудрәтләрни һис қилған болсиму,
Hebr UyCyr 6:6  һалбуки улар Худа­дин ваз кәчти, Худа Оғлини рәт қилди. Бу Худа Оғлини чапрас яғачқа қайта миқлиған һәм Униңға дағ кәлтүргән билән баравәрдур.
Hebr UyCyr 6:7  Пат-пат яққан ямғурдин териғучиларға пайдилиқ зираәтләрни өстүрүп бәргән йәр Худадин бәрикәт алиду.
Hebr UyCyr 6:8  Әксичә тикән вә қамқақ өстүргән йәр пайдисизлиғидин Худаниң ләнитигә қелип, ахири көйдүрүлиду.
Hebr UyCyr 6:9  Силәргә кәлсәм, қәдирлик қериндашлар, гәрчә жуқуриқи ишларни тилға алған болсамму, әһвалиңларниң буниңдин яхши екәнлигигә вә қутқузулушқа елип баридиған йолда меңиватқанлиғиңларға һәқиқий ишинимән.
Hebr UyCyr 6:10  Худа адаләтсиз әмәстур. У һәргиз силәрниң Униңға сиңдүргән әҗриңлар вә мәсиһийләргә қилип келиватқан хизмитиңлар арқилиқ көрсәткән меһир-муһәббитиңларни унтумайду.
Hebr UyCyr 6:11  Пүтүн үмүтүңларниң әмәлгә ешиши үчүн, һәр бириңларниң ахирғичә шундақ ғәйрәт қилишиңларни арзу қилимиз.
Hebr UyCyr 6:12  Шундақ болғанда, қашаңлардин болмай, бәлки өз ишәнчи вә сәвирчанлиғи билән Худаниң вәдисигә еришидиғанларни үлгә қилидиғанлардин болисиләр.
Hebr UyCyr 6:13  Худадин үстүн туридиған һеч ким болмиғачқа, Худа Ибраһимға вәдә қилғанда, Өз нами билән қәсәм қилип мундақ деди:
Hebr UyCyr 6:14  «Саңа чоқум бәхит ата қилип, нурғун әвлатларни беримән».
Hebr UyCyr 6:15  Шуниң билән Ибраһим сәвир-тақәт билән күтүп, Худаниң вәдисигә еришти.
Hebr UyCyr 6:16  Инсанлар өзлиридин үстүн туридиған бирини тилға елип, қәсәм қилиду. Қәсәм испат һесапланғанлиғи үчүн, һәр хил талаш-тартиш­ларға хатимә бериду.
Hebr UyCyr 6:17  Шуниңдәк, Худа Өз вәдисигә еришидиған кишиләргә Өз ирадисиниң өзгәрмәйдиғанлиғини очуқ билдүрүш үчүн, вәдә бәргәндә қәсәм қилди.
Hebr UyCyr 6:18  Худаниң бизгә бәргән вәдиси вә қәсими һәргиз өзгәрмәйду. Чүнки Худа ялған сөзлимәйду. Шуңа Худадин паналиниватқан бизләр Униң вәдиси вә қәсимидин көп илһамға еришип, көз алдимиздики үмүттә ишәнч билән чиң туралай­миз.
Hebr UyCyr 6:19  Бу үмүт һаятимизға нисбәтән худди чиң илинған кемә ләңгири­дәк мустәһкәм болуп, у бизни асмандики ибадәтхана пәрдисидин өтүп, әң муқәддәс җайға киришкә йетәкләйду.
Hebr UyCyr 6:20  Әйса Мәсиһ бизгә йол ечиш үчүн, у йәргә биздин авал киргән болуп, бизләр үчүн Малкисидиққа охшаш тәртиптики мәңгүлүк Баш Роһаний болди.
Chapter 7
Hebr UyCyr 7:1  Малкисидиқ Салим шәһириниң падишаси һәм улуқ Худаниң роһанийи болуп, Ибраһим бир қанчә падишани йеңип җәңдин қайтқан чағда, у Ибраһим билән көрүшкән вә униңға бәхит тилигән еди.
Hebr UyCyr 7:2  Ибраһимму еришкән олҗисиниң ондин бир үлүшини униңға атиған еди. Малкисидиқ дегән исимниң мәнаси «Һәққанийәт пади­шаси» дегәнликтур. У Салим шәһириниң падишаси болуп, «Салим падишаси» дегәнниң мәнаси «Аманлиқ падишаси» дегәнлик­тур.
Hebr UyCyr 7:3  Муқәд­­дәс Язмиларда униң ата-аниси, уруқ-әвлади, нәсәби һәм униң һаяти­ниң башлиниши вә ахирлишиши тоғрисида бирәр хатирә йоқтур. У худди Худа Оғлидәк мәңгүлүк роһанийдур.
Hebr UyCyr 7:4  Малкисидиқ немә дегән улуқ адәм-һә! Һәтта әҗдадимиз Ибраһим­му олҗисиниң ондин бирини униңға атиған.
Hebr UyCyr 7:5  Лавийниң әвлатлиридин роһаний болғанлар Тәврат қануни бойичә хәлиқтин, йәни өз қерин­даш­лиридин, уларниң өзигә охшаш Ибраһимниң нәсли болушиға қаримай, тапқининиң ондин бир үлүшини жиғиши керәк еди.
Hebr UyCyr 7:6  Лекин Малкисидиққа кәлсәк, у лавий қәбилисидин болмисиму, Ибраһим еришкән олҗиниң ондин бир үлүшини қобул қилип, Ибраһимға — Худаниң вәдисигә егә болған бир адәмгә бәхит тилигән.
Hebr UyCyr 7:7  Шүбһи­сизки, бәхит тилигүчи бәхиткә еришкүчидин үстүндур.
Hebr UyCyr 7:8  Ондин бир үлүшни жиғидиған лавий роһанийлар бәри бир өлидиғанлардур. Бирақ Ибраһимдин ондин бир үлүшни қобул қилған Малкисидиқ болса Муқәддәс Язмиларда гувалиқ берилгәндәк йәнила һаяттур.
Hebr UyCyr 7:9  Һәтта мундақ дейишкә болидуки, ондин бир үлүшни алидиған роһаний лавийларму әҗдади Ибраһим арқилиқ Малкиси­диққа ондин бир үлүшни бәргән.
Hebr UyCyr 7:10  Чүнки Малкисидиқ Ибраһимни қарши алғанда лавийлар техи туғулмиған болсиму, уларни йәнила әҗдади Ибраһим­ниң вуҗудида, дәп қарашқа болиду.
Hebr UyCyr 7:11  Исраил хәлқигә чүширилгән Тәврат қанунидики роһанийлиқ түзүми лавий қәбилисиниң роһаний­лири арқилиқ жүргүзүләтти. Бирақ әгәр Худаниң инсанларни гунадин пак қилиш мәхсити бу роһанийлар арқилиқ әмәлгә ашқан болса, ундақта бу хил түзүм асасида тайинлан­ған Һарундәк тәртиптики әмәс, бәлки Малкисидиқтәк тәртиптики йәнә бир роһанийниң келишиниң немә һаҗити бар еди?
Hebr UyCyr 7:12  Роһаний­лиқ тәртиви өзгәртилгәчкә, униңға мунасивәтлик роһанийлиқ түзүми­му өзгәртилишкә тоғра келиду.
Hebr UyCyr 7:13  Бу ейтиливатқан сөзләр дәл Әйса Мәсиһкә қаритилған. У башқа бир қәбилидин болуп, бу қәбили­дин һеч ким қурванлиқ суписида хизмәттә болуп бақмиған.
Hebr UyCyr 7:14  Рәбби­миз Әйса­ниң Йәһуда қәбилисидин екәнлиги ениқ. Муса пәйғәмбәр роһанийл­ар һәққидә тохталғанда, бу қәбилә тоғрисида бир нәрсә демигән еди.
Hebr UyCyr 7:15  Малкисидиқтәк тәртиптики башқа бир роһанийниң мәйданға келиши роһанийлиқ түзүминиң өзгәртилгәнлигини техиму ениқлаш­турди.
Hebr UyCyr 7:16  Униң роһанийлиққа тайинлиниши болса пүтмәс-түгимәс һаятлиқ қудритигә егә болғанлиғидин болуп, һәргиз роһаний болғучи лавий қәбилисигә тәвә болуш керәк дегән түзүм бойичә болмиди.
Hebr UyCyr 7:17  Бу һәқтә Муқәддәс Язмиларда: «Сән Малкисидиққа охшаш тәртиптә тайинланған мәңгүлүк Роһанийсән», дәп гувалиқ берилгән.
Hebr UyCyr 7:18  Алдинқи түзүм аҗизлиғи вә пайдисизлиғи түпәйлидин күчидин қалди.
Hebr UyCyr 7:19  Чүнки Тәврат қануни һеч кишини камаләткә йәткүзәлмиди. Шуңа униң орниға бизни Худаға йеқинлаштуридиған техиму яхши үмүт берилди.
Hebr UyCyr 7:20  Униң үстигә, бу үмүт Худаниң қәсими билән капаләткә егә қилин­ди. Илгири өткән роһанийлар Худаниң қәсимисиз роһаний болған еди.
Hebr UyCyr 7:21  Лекин Әйса Мәсиһ болса Худаниң Униңға: «Пәрвәрдигариң қәсәм қилди, У қәсимидин һәргиз янмайду, Сән мәңгүлүк Роһанийсән», дегән қәсими билән Роһаний болди.
Hebr UyCyr 7:22  Демәк, Әйса Мәсиһ техиму яхши бир келишимниң кепили қилинди.
Hebr UyCyr 7:23  Йәнә келип, илгири өткән көп роһанийлар өлүм түпәйлидин вәзиписини давамлаштурушқа амалсиз қалғачқа, бириниң орниға йәнә бири чиққан.
Hebr UyCyr 7:24  Лекин Әйса Мәсиһ мәңгү һаят болғачқа, Униң роһанийлиғи мәңгүлүктур.
Hebr UyCyr 7:25  Шу сәвәптин Әйса Мәсиһ Өзи арқилиқ Худаниң алдиға кәлгәнләрни үзүл-кесил қутқузушқа қадирдур. У мәңгү һаят болуп, улар үчүн Худаға мураҗиәт қилиду.
Hebr UyCyr 7:26  Әйса Мәсиһ дәл бизниң һаҗитимиздин чиқидиған Баш Роһаний­дур. У муқәддәс, әйипсиз, пак болуп, гунакарлардин айриветилип, асмандики әң жуқури орунға елип чиқилди.
Hebr UyCyr 7:27  У илгирики баш роһаний­­лардәк һәр күни алди билән Өз гуналири үчүн, кейин хәлиқниң гуналири үчүн қурванлиқ сунушқа муһтаҗ әмәс. Чүнки У Өзини қурван қилғанда, инсанларниң гуналири үчүн қилинидиған қурван­лиқни бир йолила ада қилди.
Hebr UyCyr 7:28  Тәврат қануни аҗиз болған инсанни баш роһаний қилип тайинлатти, лекин Тәврат қанунидин кейин Худа қәсәм билән қилған келишими арқилиқ, мәңгүлүк кама­ләткә йәткү­зүл­гән Оғлини Баш Роһаний қилип тайинлиди.
Chapter 8
Hebr UyCyr 8:1  Ейтқанлиримниң асасий нуқтиси шуки: асмандики улуқ Худаниң тәхтиниң оң тәрипидә олтиридиған бир Баш Роһанийимиз бар.
Hebr UyCyr 8:2  У әң муқәддәс җайда, йәни инсан әмәс, бәлки Пәрвәрдигаримиз Худа қурған һәқиқий ибадәт чедирида хизмәт қилмақта.
Hebr UyCyr 8:3  Һәр бир баш роһаний Худаға һәдийә вә қурванлиқлар сунуш үчүн тайинлиниду. Шуниң үчүн бизниң Баш Роһанийимизму Худаға бирәр нәрсә сунуши керәк еди.
Hebr UyCyr 8:4  Әгәр У йәр йүзидә болсиди, һәргиз роһаний болматти. Чүнки бу йәрдә Тәврат қануниниң тәливи бойичә Худаға һәдийә сунидиған роһанийлар аллибурунла бардур.
Hebr UyCyr 8:5  Бу роһаний­лар хизмәт қилидиған ибадәт чедири вә униңда қилинидиған хизмәтләр пәқәтла асмандики чедирниң вә униңда қилинидиған хизмәт­ләрниң көчүрүлмә нусхиси вә көләңгисидур. Дәрвәқә, Муса пәйғәмбәр дәл ибадәт чедирини қурмақчи болуватқанда, Худа униңға: «Буларниң һәммиси Мән саңа тағда көрсәткән нусха бойичә еһтият билән ясалсун», дәп агаһландурған.
Hebr UyCyr 8:6  Әйса Мәсиһкә берилгән роһанийлиқ вәзиписи болса, башқа роһанийларниңкидин көп үстүндур. Шуниң­дәк, Худа билән инсанлар арисида У арқилиқ түзүлгән кейинки келишим дәс­ләпки келишимдин көп үстүндур. Чүнки бу келишим техиму яхши вәди­ләр үстигә қурулған.
Hebr UyCyr 8:7  Әгәр дәсләпки келишим камчилиқсиз болса еди, кейинкисиниң һеч қандақ һаҗити болмиған болатти.
Hebr UyCyr 8:8  Лекин Худа Өз хәлқини әйип­ләп мундақ дегән: «Исраил вә Йәһудийә хәлиқлири билән Йеңи бир келишим түзидиған күнләр келиду.
Hebr UyCyr 8:9  Бу келишим Мән уларниң әҗдатлирини Мисирдин чиқириш үчүн, Уларниң қоллирини тутуп түзгән келишимдәк болмайду. Чүнки улар келишимимгә садиқ болмиди, Шуңа Мәнму улардин нәзәримни йөткидим.
Hebr UyCyr 8:10  У күнләрдин кейин, исраил хәлқи билән түзидиған келишимим мундақ: Қанунлиримни уларниң әқлигә салимән, Қәлбигә пүтимән. Мән уларниң Худаси болимән. Уларму Мениң хәлқим болиду.
Hebr UyCyr 8:11  Һеч кимниң өз жутдишиға, өз қериндишиға: ‹ Пәрвәрдигарни тонуңлар ›, дәп әқил үгитишиниң һаҗити қалмайду. Чүнки гадайдин ханғичә Һәммиси Мени тонуйду.
Hebr UyCyr 8:12  Яманлиқлирини кәчүримән, Гуналирини көңлүмдә сақлимаймән».
Hebr UyCyr 8:13  Демәк, Худа бу келишимни «Йеңи» дейиш арқилиқ бурунқисиниң вақти өткәнлигини көрсәтти. Вақти өткән, конириған нәрсә узун өтмәй йоқилиду.
Chapter 9
Hebr UyCyr 9:1  Кона келишим дәвридә ибадәт қаидилири вә инсанлар бәрпа қилған ибадәт җайи бар еди.
Hebr UyCyr 9:2  Ибадәт җайида бир чедир тикилгән болуп, униң муқәддәс җай дәп аталған бөлүмидә чирақдан, үстәл, үстәл үстидә болса Худаға һәдийә қилинған нанлар болатти.
Hebr UyCyr 9:3  У йәрдики пәрдиниң кәйнидә әң муқәддәс дәп аталған йәнә бир бөлүм бар еди.
Hebr UyCyr 9:4  Алтун исриқдан вә пүтүнләй алтун билән қапланған келишим сандуғи у йәрдә еди. Сандуқниң ичидә алтундин ясалған, манна селинған комзәк, Һарунниң бихлиған һасиси вә пәризләр йезилған икки таш тахта бар еди.
Hebr UyCyr 9:5  Шан-шәрәплик «керублар» «Меһир-шәпқәт тәхти» дәп аталған сандуқ ағзи үстигә орнитилған болуп, қанатлири билән уни йепип туратти. Әнди мән буларни техиму тәпсилий чүшәндүрүп олтармаймән.
Hebr UyCyr 9:6  Һәммә нәрсә мана шундақ орунлаштурулғандин кейин, роһаний­лар чедирниң «Муқәддәс җай» дәп аталған бөлүмигә дайим кирип, ибадәт хизмитини қилатти.
Hebr UyCyr 9:7  Бирақ «Әң муқәддәс җай» дәп аталған иккинчи бөлүмгә пәқәт баш роһаний жилда бир қетимла кирәтти. Роһаний у йәргә өз гуналири вә хәлиқниң наданлиғи түпәйлидин өткүзгән гуналири үчүн аталған қурванлиқ қенини алмай кирмәтти.
Hebr UyCyr 9:8  Бу ибадәт хизмәтлириниң елип берилиши билән, Муқәддәс Роһ бизгә шуни көрситип бәрдики, ибадәт чедири, шундақла у вәкиллик қилған ибадәт хизмәтлири барла болидикән, әң муқәддәс җайға баридиған йол авам хәлиққә һәргиз ечилматти.
Hebr UyCyr 9:9  Мана булар һазирқи заман үчүн бир тәҗрибә савақтур. Буниңдин шуни көрүвелишқа болидуки, Худаға сунулған һәдийә вә қурванлиқлар ибадәт қилғучини пак вижданлиқ қилалмайду.
Hebr UyCyr 9:10  Улар пәқәт һалал вә һарам йемәк-ичмәк вә бойини суға селиш рәсмийәтлири билән мунасивәтлик болуп, Худа йеңи тәртипни орнатқичә күчкә егә болған сиртқи көрүнүш җәһәт­тики қаидә-низамлардур.
Hebr UyCyr 9:11  Лекин Әйса Мәсиһ болса гөзәл ишларни әмәлгә ашурған Баш Роһаний болуп, адәм қоли билән ясалмиған, бу дунияға мәнсүп болмиған, асмандики техиму улуқ вә техиму мукәммәл ибадәт чеди­риға кирди.
Hebr UyCyr 9:12  У бу әң муқәддәс җайға өшкә яки мозайларниң қурванлиқ қенини әмәс, бәлки Өзиниң қурванлиқ қенини төкүш арқилиқ бирла қетим кирди. Мошундақ қилип, у инсанларниң гуналирини жуюп, инсанларни мәңгүгә азат қилди.
Hebr UyCyr 9:13  Кона келишим дәвридә өшкә вә буқиларниң қени һәм калиниң күли напакларниң учисиға сепилсә, улар сиртқи җәһәттә тазилинип пак болатти.
Hebr UyCyr 9:14  Ундақта, Әйса Мәсиһниң қеничу? У вижданимизни өлүмгә елип баридиған қилмишлардин пак қилип, бизни мәңгү һаят Худаға ибадәт қилишқа техиму йетәклимәмду?! У Худаниң мәңгүлүк Роһи арқилиқ Өзини кам-котисиз қурванлиқ сүпитидә бизниң гунали­римиз үчүн Худаға атидиғу!
Hebr UyCyr 9:15  Шуниң үчүн Әйса Мәсиһ Худа билән инсанлар оттурисида түзүлгән Йеңи келишимниң васитичисидур. У арқилиқ Худа тәрипи­дин чақирилғанлар вәдә қилинған мәңгүлүк мирасқа еришәләйду. Чүнки У уларни гуна қилиш сәвәвидин Кона келишим тәрипидин бәкитилгән мәңгүлүк өлүмдин ибарәт җазадин қутқузуш үчүн өлди.
Hebr UyCyr 9:16  Әгәр вәсийәт қалдурулса, вәсийәт қалдурғучи өлмигичә, вәсийәт күчкә егә болмайду.
Hebr UyCyr 9:17  Чүнки вәсийәт пәқәт өлүмдин кейин күчкә егә болиду. Вәсийәт қалдурғучи һаятла болса, вәсийитиниң һеч қандақ күчи болмайду.
Hebr UyCyr 9:18  Шуниң үчүн дәсләпки келишимму қан еқитилған­дила, андин күчкә егә болған.
Hebr UyCyr 9:19  Муса пәйғәмбәр Тәврат қануниниң һәр бир әмрини пүткүл хәлиққә уқтурғандин кейин, мозай вә өшки­ләрниң суға арилаштурулған қенини қизил жуң жипта бағланған марҗангүл билән қанун дәстүригә вә пүтүн хәлиққә сәпти.
Hebr UyCyr 9:20  Андин у: «Бу қан келишим қенидур. У Худа әмәл қилишиңларға әмир қилған келишимни күчкә егә қилиду», деди.
Hebr UyCyr 9:21  У йәнә ибадәт чедириға вә чедирда қурванлиқ қилишқа ишлитилидиған пүткүл сайманларниң үстигә қан сәпти.
Hebr UyCyr 9:22  Дәрвәқә, Тәврат қануни бойичә һәммә нәрсә дегидәк қан билән паклиниду. Қурванлиқ қени төкүлмәй, гуналар кәчүрүм қилинмайду.
Hebr UyCyr 9:23  Шу сәвәптин асмандикигә тәхлит қилип ясалған бу нәрсиләр мошу усул билән паклиниши керәк еди. Бирақ асмандики нәрсиләр болса булардин көп яхши қурванлиқлар билән паклиниши керәк.
Hebr UyCyr 9:24  Шуңа Әйса Мәсиһ Худаниң һозурида болуп бизгә вәкиллик қилиш үчүн, асмандики ибадәт җайиға тәхлит қилинған, адәм қоли билән ясалған муқәддәс җайға әмәс, бәлки асманниң өзигә кирди.
Hebr UyCyr 9:25  У йәһудийларниң баш роһанийидәк, жилму-жил қурванлиқ қилинған һайванларниң қенини елип, әң муқәддәс җайға қайта-қайта киргини йоқ.
Hebr UyCyr 9:26  Әгәр шундақ қилишниң зөрүрийити болған болса, дуния яритилғандин бери Әйса Мәсиһниң қайта-қайта азап чекип қурван болушиға тоғра келәтти. Лекин Әйса Мәсиһ мана бу ахир заманда инсанларни гунадин азат қилиш үчүн, бир йолила оттуриға чиқип Өзини қурван қилди.
Hebr UyCyr 9:27  Һәммә адәмниң бир қетим өлүши вә өлгәндин кейин сораққа тартилиши бәкитилгән.
Hebr UyCyr 9:28  Шуниңдәк, Әйса Мәсиһму нурғун кишиләрниң гуналирини Өз үстигә елиш үчүн, бирла қетим қурван болди. У қайта кәлгәндә, инсанларниң гуналириниң төләмигә қурван болуш үчүн әмәс, бәлки Өзини күткәнләрни үзүл-кесил қутқузуш үчүн келиду.
Chapter 10
Hebr UyCyr 10:1  Тәврат қануни Әйса Мәсиһ кәлгүсидә елип келидиған гөзәл ишларниң өз әйнини әмәс, бәлки униң көләңгисинила сүрәтләп бериду. Шу сәвәптин Тәврат қануни өзигә әмәл қилип, жилму-жил охшаш қурванлиқларни аташ арқилиқ Худаға ибадәт қилидиған адәмләрни һәргизму гуналиридин пак қилалмайду.
Hebr UyCyr 10:2  Әгәр пак қилали­ған болса, қурванлиқ қилиш ахирлишаттидә, ибадәт қилғучиларму гуналиридин бирақла паклинип, виждани йәнә өз гуналири түпәйли­дин азапланматти.
Hebr UyCyr 10:3  Һалбуки, у қурванлиқлар уларға өз гуналирини һәр жили әслитип туриду.
Hebr UyCyr 10:4  Чүнки буқа вә өшкиләрниң қени инсанлар­ни гунадин һәргиз пак қилалмайду.
Hebr UyCyr 10:5  Шуниң үчүн Әйса Мәсиһ дунияға кәлгәндә мундақ дегән: «Инсанлардин қурванлиқ вә һәдийәләрни тәләп қилмидиң, Лекин Мән үчүн бир тән һазирлидиң.
Hebr UyCyr 10:6  Көйдүрмә қурванлиқ вә гуна үчүн сунулған башқа қурванлиқлардинму хурсән болмидиң.
Hebr UyCyr 10:7  Шуңа дедимки, ‹ Әй Худа, Сениң қанун дәстүрүңдә Мән тоғрилиқ йезилғинидәк, Сениң ирадәңни ишқа ашуруш үчүн кәлдим › ».
Hebr UyCyr 10:8  Әйса Мәсиһ алди билән Худаға: «Қурванлиқ вә һәдийәләрни тәләп қилмидиң. Көйдүрмә қурванлиқ вә гуна үчүн сунулған башқа қурван­лиқ­лардинму хурсән болмидиң», дегән. Бу қурванлиқлар Тәврат қануниниң тәливи бойичә қилинсиму, У йәнила шундақ дегән.
Hebr UyCyr 10:9  Андин кейин йәнә: «Сениң ирадәңни ишқа ашуруш үчүн кәлдим», дегән. Демәк, Худа кейинки қурванлиқни күчкә егә қилиш үчүн, бурунқи қурванлиқ қилиш қаидисини әмәлдин қалдурди.
Hebr UyCyr 10:10  Худаниң бу ирадиси бойичә Әйса Мәсиһниң Өз тениниң бир йолила қурван қилиниши арқилиқ биз гунадин паклинип, Худаға аталдуқ.
Hebr UyCyr 10:11  Роһанийлар һәр күни қурванлиқ суписи алдида туруп, ибадәт хизми­тини қилиш үчүн гуналарни жуялмайдиған охшаш хилдики қурванлиқларни Худаға қайта-қайта суниду.
Hebr UyCyr 10:12  Бирақ бизниң Роһанийи­миз болса Өзини қурван қилиш билән гуналарни жуйидиған бирла қетимлиқ, мәңгү инавәтлик қурванлиқни Худаға сунди. Андин У Худаниң оң йенида олтирип,
Hebr UyCyr 10:13  дүшмәнлириниң Өз айиғи астида тиз пүктүрүлүшини күтмәктә.
Hebr UyCyr 10:14  У мошу бир қурванлиқ билән өзини Худа­ға атиған кишиләрни Худаниң алдида мәңгү мукәммәл қилди.
Hebr UyCyr 10:15  Муқәддәс Язмиларда хатириләнгәндәк, Муқәддәс Роһму бу һәқтә бизгә гувалиқ бериду. У авал мундақ дәйду:
Hebr UyCyr 10:16  «У күнләрдин кейин, улар билән түзидиған келишимим мундақ: Қанунлиримни уларниң қәлбигә салимән, әқлигә қуйимән».
Hebr UyCyr 10:17  Андин йәнә мундақ дәйду: «Уларниң гунайи вә яманлиқлирини Көңлүмдә қайта сақлимаймән».
Hebr UyCyr 10:18  Шуңа гуналар кәчүрүм қилинған екән, йәнә гуналар үчүн қурван­лиқ қилишниң һаҗити қалмайду.
Hebr UyCyr 10:19  Шуниң үчүн, әй қериндашлар, Әйса Мәсиһниң қурванлиқ қени арқилиқ асмандики әң муқәддәс җайға жүригимиз тоқ һалда кирәләй­миз.
Hebr UyCyr 10:20  Чүнки Әйса Мәсиһ Өз тениниң қурван болуши арқилиқ асмандики ибадәтхана пәрдисидин өтүп, биздин авал у йәргә киргән болуп, у һаятлиққа йетәкләйдиған йеңи бир йолни бизгә ечип бәрди.
Hebr UyCyr 10:21  Худаниң аилисигә, йәни мәсиһийләр җамаитигә җавапкәр бир Баш Роһанийимиз болған екән,
Hebr UyCyr 10:22  мустәһкәм ишәнч вә сәмимий қәлб билән Худаға йеқинлишайли. Чүнки диллиримиз Әйса Мәсиһниң қениниң сепилиши билән виждан азавидин халас болған вә бәдинимиз пакиз су билән жуюлғандәк пакланған.
Hebr UyCyr 10:23  Башқилар алдида етирап қилған үмүтүмиздә иккиләнмәй чиң турайли. Чүнки вәдә бәргүчи Худа ишәнч­ликтур.
Hebr UyCyr 10:24  Меһир-муһәббәт көрситиш вә яхши иш қилиш үчүн бир-биримизни қандақ илһамландурушни ойлайли.
Hebr UyCyr 10:25  Бәзиләрдәк мәсиһийләр җамаитидә җәм болуш вә Худаға ибадәт қилиштин баш тартмайли. Әксичә дайим җәм болуп, бир-биримизни илһамланду­райли. Болупму Әйса Мәсиһниң қайта келидиған күниниң аз қалған­ли­ғини билгән екәнмиз, техиму шундақ қилайли.
Hebr UyCyr 10:26  Һәқиқәтни тонуп туруп, йәнила қәстән гуна өткүзүвәрсәк, у чағда гуналар үчүн сунулидиған башқа бир қурванлиқ йоқтур.
Hebr UyCyr 10:27  Бизгә қалидиғини пәқәт сорақ вә Худа билән қаршилишидиған­ларни өртәп түгитидиған ялқунлуқ отни қорқунуч ичидә күтүштур.
Hebr UyCyr 10:28  Тәврат қануниға хилаплиқ қилған киши икки яки үч гувачиниң испати болсила, кәңчилик қилинмай өлтүрүләтти.
Hebr UyCyr 10:29  Ундақта, бир киши Худа Оғлини дәпсәндә қилса, Худаниң келишимини күчкә егә қилған вә өзини паклиған қанға сәл қариса, өзигә шәпқәт қилған Муқәддәс Роһни һақарәт қилса, техиму еғир җазаға лайиқ болмамду?!
Hebr UyCyr 10:30  Чүнки Тәвратта: «Интиқам Мениң, җазасини Өзәм беримән» вә «Пәрвәр­дигар Өз хәлқини сораққа тартиду», дегүчиниң Худа екәнли­гини билимиз.
Hebr UyCyr 10:31  Мәңгү һаят Худа тәрипидин җазаға тарти­лиш немә дегән қорқунучлуқ-һә!
Hebr UyCyr 10:32  Худа қәлбиңларни йорутқан әшу күнләрни есиңларда тутуңлар. Шу вақитларда азап-оқубәтлик күрәшләргә бәрдашлиқ берип, ишәнчиң­ларда чиң турдуңлар.
Hebr UyCyr 10:33  Бәзидә хәлқиаләм алдида һақарәт вә харлинишларға учридиңлар. Бәзидә өзәңларға охшаш муамилигә учриғанлар тәрәптә турдуңлар.
Hebr UyCyr 10:34  Мәһбус мәсиһийләрниң дәрдигә ортақ болдуңлар. Мал-мүлкүңлар буланғандиму, кәлгүсидә техиму гөзәл, бақий байлиққа егә болидиғанлиғиңларни билгәчкә, хошаллиқ билән қобул қилдиңлар.
Hebr UyCyr 10:35  Шуниң үчүн җасаритиңларни йоқатмаңлар. Бу җасарәтниң мукапити интайин зордур.
Hebr UyCyr 10:36  Худаниң ирадиси бойичә иш қилип, Униң вәдә қилғанлириға муйәссәр болуш үчүн, сәвир қилишиң­ларға тоғра келиду.
Hebr UyCyr 10:37  Чүнки Муқәддәс Язмиларда Худа мундақ дегән: «Кәлгүчи пат йеқинда келиду, кечикмәйду.
Hebr UyCyr 10:38  Мән ‹ Һәққаний › дегән адәм, ишәнчи билән яшайду. Әгәр у ишәнчидин янса, униңдин хурсән болмаймән».
Hebr UyCyr 10:39  Бирақ биз ишәнчидин йенип һалак болидиғанлардин әмәс, бәлки ишәнч қилип қутқузулушқа еришидиғанлардиндурмиз.
Chapter 11
Hebr UyCyr 11:1  Ишәнч Худаниң вәдисигә бағланған үмүтниң әмәлгә ашидиған­лиғиға болған ишәнч, көрүнмәйдиған моҗутлуққа болған қайиллиқтур.
Hebr UyCyr 11:2  Әҗдатлиримиз мана мошундақ ишәнч билән Худаниң махтишиға сазавәр болған.
Hebr UyCyr 11:3  Биз ишәнч арқилиқ каинатниң Худаниң әмри билән яритилған­лиғини, биз көрәләйдиған мәвҗудатларниң көргили болидиғандин бәрпа болмиғанлиғини чүшинәләймиз.
Hebr UyCyr 11:4  Һабилниң Қабилниңкидинму яхши бир қурванлиқни Худаға атиши ишәнчи сәвәвидин болди. Һабилниң ишәнчи сәвәвидин Худа уни һәққаний адәм дәп җакалиди вә униң атиғанлирини қобул қилди. Һабил гәрчә өлгән болсиму, ишәнчи билән йәнила бизгә сөзләват­қандәк турмақта.
Hebr UyCyr 11:5  Ишәнчи сәвәвидин Һанух өлмәй турупла асманға көтирилди. Һеч ким уни тапалмиди, чүнки Худа уни Өз йениға елип кәткән еди. Асманға көтирилиштин илгири униң Худани хурсән қилған адәм екәнлиги җакаланған еди.
Hebr UyCyr 11:6  Демәк, ишәнч болмай туруп, Худани хурсән қилиш мүмкин әмәс. Чүнки Худаниң алдиға келидиған киши Униң бар екәнлигигә вә Уни издигәнләргә издәш әҗрини қайтури­ди­ғанлиғиға ишиниши керәк.
Hebr UyCyr 11:7  Ишәнчи сәвәвидин Нуһ пәйғәмбәр техи көрүлүп бақмиған вақиә­ләр һәққидә Худа тәрипидин агаһландурулғанда, Худаниң сөзигә бойсу­нуп, пүтүн аилисидикиләрни қутқузуш үчүн бир кемә ясиди. Һәм ишәнчи арқилиқ дуниядики адәмләрниң қилмишлириниң җазали­нишқа лайиқ екәнлигини көрситип бәрди. Ишәнчи сәвәвидин у Худа тәрипидин һәққаний адәм дәп җакаланди.
Hebr UyCyr 11:8  Ишәнчи сәвәвидин Ибраһим Худа униңға бәрмәкчи болған зимин­ға чақирилғанда, у Худаға бойсунуп, қәйәргә баридиғанлиғини билмәй туруп йолға чиқти.
Hebr UyCyr 11:9  У вәдә қилинған җайға берип, бу яқа жутта чедирларда туруп, ишәнчи билән яшиди. Худаниң Ибраһимға қилған вәдисиниң мирасхорлири болған Исһақ вә Яқупларму шундақ чедир­лар­да турди.
Hebr UyCyr 11:10  Ибраһимниң шундақ қилишидики сәвәп, у Худа тәрипи­дин лайиһилинип селинған, һули мустәһкәм мәңгүлүк шәһәр­ни күткән еди.
Hebr UyCyr 11:11  Гәрчә Ибраһим қерип қалған, аяли Сарә болса туғут йешидин өткән болсиму, Ибраһимниң ишәнчи сәвәвидин Худа униңға пәрзәнт көрүш шәривини ата қилди. У өзигә вәдә қилған Худаниң ишәнчлик екәнлигини биләтти.
Hebr UyCyr 11:12  Буниң билән бир адәмдин, болупму йеши бир йәргә берип қалған адәмдин асмандики юлтузлардәк көп вә деңиз бойидики қумдәк сансиз әвлатлар барлиққа кәлди.
Hebr UyCyr 11:13  Ишәнчи бар бу кишиләр Худа вәдә қилғанларға муйәссәр болмай турупла аләмдин өтти. Бирақ улар һаят вақтида ишәнчи билән жирақни көрүп, бу вәдиләрниң кәлгүсидә әмәлгә ешишини хурсән­лик билән күткән вә өзлириниң йәр йүзидә яқа жутлуқ вә мусапир екәнлигини етирап қилишқан еди.
Hebr UyCyr 11:14  Уларниң бундақ етирап қилиши өзлири тәвә болған маканға тәшна болуватқанлиғини ипадилигән­ликтур.
Hebr UyCyr 11:15  Улар өз жутини сеғинған болса, қайтип кетиш пурсити болған болатти.
Hebr UyCyr 11:16  Лекин улар техиму яхшисиға, йәни асмандики мака­ни­ға тәлпүнди. Шуниң үчүн Худа уларниң Худаси дәп атилиш­тин номус қилмайду. Худаниң асманда улар үчүн бир шәһәр һазирлиған­лиғиниң өзи буниң испатидур.
Hebr UyCyr 11:17  Ибраһим Худа тәрипидин синалғинида, ишәнчи сәвәвидин оғли Исһақни қурванлиқ сүпитидә Худаға атиди. Гәрчә Худа униңға, «Мән саңа вәдә қилған әвлатлириң Исһақтин келип чиқиду», дегән болсиму, у йәнила бирдин-бир оғлини қурван қилишқа тәйяр еди.
Hebr UyCyr 11:18  Ибраһим Худа тәрипидин синалғинида, ишәнчи сәвәвидин оғли Исһақни қурванлиқ сүпитидә Худаға атиди. Гәрчә Худа униңға, «Мән саңа вәдә қилған әвлатлириң Исһақтин келип чиқиду», дегән болсиму, у йәнила бирдин-бир оғлини қурван қилишқа тәйяр еди.
Hebr UyCyr 11:19  Ибраһим Исһақ өлгән тәғдирдиму, Худаниң уни тирилдүрәләйдиғанлиғиға ишәнди. Мундақчә ейтқанда, Ибраһимға нисбәтән Худа Исһақни өлүмдин тирилдүрүп, қайтуруп бәрди.
Hebr UyCyr 11:20  Ишәнчи сәвәвидин Исһақ оғуллири Яқуп билән Әсавниң кәлгүси үчүн хәйирлик дуа қилди.
Hebr UyCyr 11:21  Ишәнчи сәвәвидин Яқуп аләмдин өтүш алдида Йүсүпниң икки оғли үчүн хәйирлик дуа қилип, һасисиға тайинип туруп, Худаға сәҗдә қилди.
Hebr UyCyr 11:22  Ишәнчи сәвәвидин Йүсүп сәкратқа чүшүп қалғанда, исраилларниң Мисирдин чиқип кетидиғанлиғини алдин-ала ейтти һәм кетишидә өзиниң устиханлириниму елип кетишни тапилиди.
Hebr UyCyr 11:23  Ишәнчи сәвәвидин Муса пәйғәмбәр туғулғанда, униң ата-аниси уни үч ай йошурди. Чүнки улар Мусаниң адәттики бала әмәс екәнлигини көрди, падишаниң пәрманидинму қорқмиди.
Hebr UyCyr 11:24  Ишәнчи сәвәвидин Муса пәйғәмбәр чоң болғандин кейин, Мисир падишасиниң қизиниң оғли болуш салаһийитини рәт қилди.
Hebr UyCyr 11:25  У гуналиқ ишларни қилиштин келидиған вақитлиқ хошаллиқтин һөзүрлинишниң орниға, Худаниң хәлқи билән биллә азап чекишни таллиди.
Hebr UyCyr 11:26  У Худа әвәтишкә вәдә қилған Қутқазғучи-Мәсиһ үчүн харлинишни, Мисирниң ғәзнисидики байлиққа егә болуштинму әвзәл билди. Чүнки у асмандики мукапатни күтүвататти.
Hebr UyCyr 11:27  Ишәнчи сәвәвидин у Мисирдин кәтти. Чүнки у көзгә көрүнмәйдиған Худани көрүп турғандәк Униңға ишинип, падишаниң ғәзивидинму қорқмай, өз йолиға меңивәрди.
Hebr UyCyr 11:28  Ишәнчи сәвәвидин у Худаниң әмри бойичә исраилларға «Өтүп кетиш» кечисиниң тамиғи­ни тәйярлаш вә боғузланған қурванлиқларниң қенини ишик кешәкли­ригә сүркәшни буйриди. Униң бундақ қилиши җан алғучи периштәниң исраилларниң тунҗа туғулғанлириға тәгмәслиги үчүн еди.
Hebr UyCyr 11:29  Ишәнчи сәвәвидин исраиллар Қизил деңиздин қуруқлуқта маңған­дәк меңип өтти. Бирақ уларни қоғлап кәлгән мисирлиқлар ушбу деңиз­дин өтмәкчи болғанда, су уларни ғәриқ қилди.
Hebr UyCyr 11:30  Ишәнчи сәвәвидин исраиллар йәттә күн Ериха шәһәр сепилини айланғандин кейин, сепил өрүлди.
Hebr UyCyr 11:31  Ишәнчи сәвәвидин паһишә аял Раһаб исраил чарлиғучилирини достларчә күтүвалғачқа, Худаға бойсунмиған өз шәһиридикиләр билән бирликтә өлтүрүлмиди.
Hebr UyCyr 11:32  Йәнә немә дәй? Гидон, Барақ, Шимшон, Йифтах, Давут, Самуил вә башқа пәйғәмбәрләр тоғрисида ейтип кәлсәм вақит йәтмәйду.
Hebr UyCyr 11:33  Улар ишәнчи билән әтрапидики дөләтләрни бойсундурди, адиллиқ билән дөләт башқурди, Худа вәдә қилғанларға еришти, ширлар үстидин ғалип кәлди,
Hebr UyCyr 11:34  дәһшәтлик отни өчүрди, қиличтин қечип қутулди, аҗиз­лиқ­тин күчәйди, җәңләрдә батурлуқ көрсәтти, дүшмән қошун­лирини мәғлуп қилди.
Hebr UyCyr 11:35  Ишәнчи сәвәвидин бәзи аяллар өлүп кәткән уруқ-туққанлирини өлүмдин қайтурувалди. Бәзи кишиләр болса кәлгүсидә өлүмдин тирилип техиму яхши бир һаятлиққа еришиш үчүн, искәнҗиләргә бәрдашлиқ берип өлүшкә рази болдики, ишәнчидин ваз кечип зиндандин азат болушни халимиди.
Hebr UyCyr 11:36  Йәнә бәзиләр мәсқириләргә учрап қамчиланди, бәзиләр һәтта кишәнлинип зинданға ташланди,
Hebr UyCyr 11:37  чалма-кесәк қилип өлтүрүл­ди, һәрә билән һәрилинип парчиланди, қиличлинип өлтүрүлди, қой-өшкә терилирини йепинча қилған һалда сәрсан болуп жүрди, намрат­лиқта яшиди, зиянкәшликләргә учриди, хорланди.
Hebr UyCyr 11:38  Чөлләрдә вә тағларда сәргәрдан болуп, өңкүрләрдә вә гәмиләрдә йошурунуп жүрди. Улар бу дунияға зайә кәткән еди.
Hebr UyCyr 11:39  Уларниң һәммиси ишәнчи билән Худани хурсән қилған болсиму, уларниң ичидә бирәрсиму һаят вақтида Худа вәдә қилғанларниң һәммисигә толуқ еришкини йоқ.
Hebr UyCyr 11:40  Чүнки Худаниң техиму яхши бир плани бойичә бизму Худа тәрипидин камаләткә йәткүзүлидиғанларниң ичидә болғачқа, улар биз билән биллә Худаниң камаләткә йәткүзүш вәдисигә еришиду.
Chapter 12
Hebr UyCyr 12:1  Бизгә ишәнч билән яшашниң немә екәнлигини көрсәткән әшу кишиләр худди гувачилардәк әтрапимизда болған екән, бизгә тосқунлуқ қилидиған һәр хил ишлардин вә бизни чирмавалған гуналардин қол үзүп, алдимиздики мусапини чидамлиқ билән бесип өтәйли.
Hebr UyCyr 12:2  Көзүмиз ишәнчимизниң асасчиси вә мукәммәлләштүргүчиси болған Әйса Мәсиһтә болсун. У Өзини күткән хошаллиқ үчүн, чапрас яғачтики азапқа бәрдашлиқ бәрди һәм бундақ һақарәтлик өлтүрү­лүшкә писәң қилмиди. Шуниңдин бу ян У Худаниң тәхтиниң оң тәрипидә олтармақта.
Hebr UyCyr 12:3  Роһуңлар чүшүп, җасаритиңларни йоқатмаслиғиңлар үчүн, Әйса Мәсиһниң гунакарларниң шунчә хорлашлириға қандақ бәрдашлиқ бәргәнлигини ойлап көрүңлар.
Hebr UyCyr 12:4  Гунаға қарши күришиңларда техи қан аққузуш дәриҗисигә берип йәтмидиңлар.
Hebr UyCyr 12:5  Худаниң силәрни Өз пәрзәнтлирим дәп илһамландуридиған Муқәддәс Язмилардики мону сөзлирини унтудуңларму? «Пәрзәндим, Пәрвәрдигарниң тәрбийисигә сәл қарима, Әйиплишидин роһсизланма,
Hebr UyCyr 12:6  Чүнки Пәрвәрдигар сөйгәнлиригә тәрбийә бериду, Пәрзәндим дәп қобул қилғанларни чивиқлайду».
Hebr UyCyr 12:7  Азап чәккиниңларни Худаниң тәрбийиси дәп билип, униңға бәрдаш­­лиқ бериңлар. Чүнки силәрниң тәрбийә елишиңларниң өзи Худаниң силәрни пәрзәндим дәп муамилә қилидиғанлиғини көрси­тиду. Қайси пәрзәнт атиси тәрипидин тәрбийиләнмисун?
Hebr UyCyr 12:8  Шуниң үчүн Худаниң пәрзәнтлириниң һәммиси Худа тәрипидин тәрбийили­ниду. Әгәр Худаниң пәрзәнтлири алидиған тәрбийидин мәһрум болсаңлар, һәқиқий пәрзәнткә әмәс, бәлки ата тәрбийиси көрмигән һарамдин бол­ған пәрзәнткә охшап қалисиләр.
Hebr UyCyr 12:9  Йәр-йүзидики атимиз­ниң тәрбийи­сини қобул қилип, уларни һөрмәтләп кәлдуқ. Шундақ екән, асмандики Атимизға техиму бойсунуп яшишимиз керәк әмәсму?
Hebr UyCyr 12:10  Йәр-йүзидики атимиз бизни пәқәт өзи мувапиқ көргән йол бойичә вақитлиқ тәрбийиләйду. Лекин Худаниң тәрбийиси һемишәм бизниң пайдимиз үчүндур. У бизни Өз паклиғидин һөзүрләндүрүш үчүн тәрбийиләйду.
Hebr UyCyr 12:11  Қаттиқ тәрбийә билән түзитилгән адәм түзитиш берилгән вақитниң өзидә хошал болмайду, көңли бузулиду. Бирақ кейин у бундақ түзитиш билән тавлинип, аманлиқ вә һәққанийлиқ йолида маңиду.
Hebr UyCyr 12:12  Шуниң үчүн талған қолуңларға мәдәт берип, пүкүлгән тизиңлар­ни руслаңлар.
Hebr UyCyr 12:13  Силәргә әгәшкән «асқақларниң» жиқилип чүшмәслиги үчүн маңған йолуңлар түз болсун. Буниң билән силәр уларниң шипа тепишиға ярдәм берәләйсиләр.
Hebr UyCyr 12:14  Кишиләр билән инақ өтүшкә вә пак яшашқа тиришиңлар. Чүнки пак яшимиған киши Рәбкә йеқинлишалмайду.
Hebr UyCyr 12:15  Диққәт қилиңларки, һеч ким Худаниң меһир-шәпқитидин мәһрум қалмисун. Силәргә зиян йәткүзидиған вә көпчиликни зәһәрләйдиған, адавәтниң гияси араңларда йилтиз тартмисун.
Hebr UyCyr 12:16  Һеч ким җинсий әхлақсизлиқ қилми­сун яки тунҗа оғуллуқ мирас һоқуқини бир вақлиқ тамаққа сатқан Әсавға охшаш, Худаға беһөрмәтлик қилмисун.
Hebr UyCyr 12:17  Силәргә мәлумки, Әсав кейин атисиниң хәйирлик дуасини елишни ойлисиму, рәт қилин­ди. У пушайман қилип, дуа елиш үчүн һәтта көз яшлирини еқитип ялвурған болсиму, кечиккән еди.
Hebr UyCyr 12:18  Силәр исраиллар Тәврат қанунини қобул қилған, қол билән тутқили болидиған, ялқунлап от йенип туруватқан һәм қара булут, қараңғулуқ, қара боран қаплиған Синай теғиға кәлмидиңлар.
Hebr UyCyr 12:19  У җайда чақириқ канийиниң садаси билән сөзлигән авазни аңлиғанлар: «Бундақ сөзләр әнди бизгә ейтилмисикән!» дәп Худаға ялвурған еди.
Hebr UyCyr 12:20  Чүнки «Әгәр бу таққа һәтта бирәр һайван йеқин кәлсиму, чалма-кесәк қилип өлтүрүлсун» дегән әмир уларға наһайити еғир кәлгән еди.
Hebr UyCyr 12:21  У көрүнүш шундақ қорқунучлуқ едики, һәтта Муса пәйғәм­бәрму: «Бәк қорқуп титрәп кәттим», дегән еди.
Hebr UyCyr 12:22  Силәр Сион теғиға, йәни мәңгү һаят Худаға тәәллуқ — асмандики Йерусалимға кәлдиңлар. У һейт-мәрикә хошаллиғиға чөмгән он миңлиған периштәләр жиғилған,
Hebr UyCyr 12:23  исимлири асманда йезилған тунҗа туғулғанлар җәм болидиған, пүтүн инсанларниң сорақчиси Худа бар болған, камаләткә йәткүзүлгән һәққаний кишиләрниң роһлири моҗут болған,
Hebr UyCyr 12:24  Йеңи келишимниң васитичиси Әйса Мәсиһ һәм Униң сепилгән қени болған җайдур. Бу сепилгән қан Һабилниң қенидәк интиқам дәп һөкүрәп жиғлашниң орниға, гуналарни кәчүрдүм, дәп капаләт бериду.
Hebr UyCyr 12:25  Силәргә буларни ейтқан Худадин йүз өрмәсликкә диққәт қилиңлар. Чүнки бу аләмдә өзлирини агаһландурғучи Муса пәйғәмбәрни рәт қилған исраиллар бундақ қилишниң җазасидин қутулал­миған йәрдә, асмандики бизни агаһландурғучини рәт қилсақ, у җазадин биз қандақ­му қутулалаймиз?!
Hebr UyCyr 12:26  Худа Синай теғидин сөзлигәндә, Униң авази зимин­ни зил-зилигә кәлтүргән еди. Лекин әнди У: «Йәнә бир қетим зиминнила әмәс, асманниму зил-зилигә кәлтүримән», дәп вәдә қилди.
Hebr UyCyr 12:27  «Йәнә бир қетим» дегән бу сөз зил-зилигә кәлтүрүлидиған­лар­ниң, йәни яритилған нәрсиләрниң зил-зилә билән йоқитилип, зил-зилигә кәлтүрү­лмәйдиғанларниң мәңгү сақлинишидин ибарәт мәнани билдүриду.
Hebr UyCyr 12:28  Шуниң үчүн зил-зилигә кәлтүрүлмәйдиған бир падишалиққа муйәс­­сәр болғинимиздин миннәтдар болуп, Худани хурсән қилиди­ған һөрмәт вә әйминиш билән Худаға ибадәт қилайли.
Hebr UyCyr 12:29  Чүнки Худайи­миз һәммини һалак қилалайдиған отқа охшайду.
Chapter 13
Hebr UyCyr 13:1  Бир-бириңларға һемишәм қериндашларчә меһир-муһәббәт көрситиңлар.
Hebr UyCyr 13:2  Натонуш кишиләргә меһмандост болушни унту­маң­­лар. Чүнки бәзиләр меһмандостлуқ билән билмәстин периштә­ләрни меһман қилған.
Hebr UyCyr 13:3  Зинданға ташланған мәсиһийләрни улар билән биллә зинданда турғандәк яд етип, ярдәм қилиңлар. Хорланғанларни худди өзәңларму хорланғандәк һис қилип, яд етип туруңлар.
Hebr UyCyr 13:4  Һәммә адәм некани һөрмәт қилсун. Әр-хотун бир-биригә садиқ болсун. Чүнки Худа некасиз җинсий мунасивәттә болғанлар вә җори­сиға садиқ болмиғанлардин һесап алиду.
Hebr UyCyr 13:5  Өзәңларни мал-дунияға урмаңлар. Бариға қанаәт қилиңлар. Тәвратта Худа мундақ дегән: «Сәндин әсла айрилмаймән, Сени әсла ташлимаймән».
Hebr UyCyr 13:6  Шуңа Зәбурда йезилғандәк жүрәклик ейталаймизки: «Қорқмаймән, Рәббим ярдәмчимдур. Кишиләр мени немә қилалисун?»
Hebr UyCyr 13:7  Худаниң сөзини силәргә йәткүзгән йетәкчиләрни есиңларда тутуңлар. Уларниң һаятиниң нәқәдәр яхши мевиләрни бәргәнлигини әсләп, улар­ниң ишәнчидин үлгә елиңлар.
Hebr UyCyr 13:8  Әйса Мәсиһ түнүгүн, бүгүн вә мәңгү өзгәрмәйду.
Hebr UyCyr 13:9  Шуниң үчүн һәр хил ғәйри тәлимләрниң аздурушиға берилип, туюқ йолға кирип қалмаңлар. Өзәңларни йемәкликләр тоғрисидики қаидиләргә риайә қилиш билән әмәс, Худаниң меһир-шәпқити билән мустәһкәмләңлар. Чүнки бундақ қаидиләргә риайә қилишниң һеч қандақ қиммити йоқтур.
Hebr UyCyr 13:10  Бизләрниң шундақ бир қурванлиқ супимиз барки, биз униң­дики гуналарниң төләми үчүн аталған қурванлиқтин һөзүр­линә­ләймиз. Әйни чағда ибадәт чедирида хизмәттә болған роһанийлар болса гуналарниң төләми үчүн аталған қурванлиқлардин һөзүрлинәл­мәтти.
Hebr UyCyr 13:11  Бу гуналарни кәчүрүм қилишниң капалити сүпитидә өлтүрүл­гән һайванларниң қени баш роһаний тәрипидин әң муқәддәс җайға елип кириләтти, тени болса қараргаһниң сиртида көйдүрүлиду.
Hebr UyCyr 13:12  Шуңа Әйса Мәсиһму Өз қени билән хәлиқни пак қилип, Худаға аташ үчүн, шәһәр дәрвазисиниң сиртида азап чекип өлди.
Hebr UyCyr 13:13  Шундақ екән, бизму қараргаһниң сиртиға чиқип, Униң йениға берип, У һақарәтләргә учриғинида бәрдашлиқ бәргинидәк, бизму һақарәт­ләргә бәрдашлиқ берәйли.
Hebr UyCyr 13:14  Йәр-йүзидә мәңгү моҗут болидиған шәһиримиз йоқ. Биз кәлгүсидики шәһәргә интилмәктимиз.
Hebr UyCyr 13:15  Шу сәвәвидин һемишәм Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға мәдһийилиримизни қурванлиқ сүпитидә атайли, йәни өз ағзимиз билән Униң намини етирап қилайли.
Hebr UyCyr 13:16  Яхшилиқ қилишни вә башқиларни өзимиздә бар болғандин тәң һөзүрләндүрүшни унтумайли. Чүнки Худа бундақ қурванлиқлардин хурсән болиду.
Hebr UyCyr 13:17  Йетәкчилириңларға бойсунуңлар. Уларниң сөзини аңлаңлар. Чүнки улар өз хизмитидин Худаға һесап бәргәчкә, һемишәм силәргә агаһ болуп туриду. Уларниң хизмитиниң ғәм-әндишә билән әмәс, хошал-хорамлиқ билән елип берилиши үчүн, уларниң гепигә кириңлар.
Hebr UyCyr 13:18  Биз үчүн дуа қилип туруңлар. Вижданимизниң пак екәнлигигә ишинимиз, һәр җәһәттә тоғра йолда меңишни үмүт қилимиз.
Hebr UyCyr 13:19  Йениң­­­ларға пат арида қайтип беришим үчүн, дуа қилишиңларни алаһидә өтүнимән.
Hebr UyCyr 13:20  Аманлиқ бәргүчи, йәни мәңгүлүк келишимниң қени арқилиқ қой падисиниң Баш Қойчиси болған Рәббимиз Әйсани өлүмдин тирилдүргән Худа
Hebr UyCyr 13:21  силәрни силәр еһтияҗ болған барлиқ яхши нәрсиләр билән тәминләп, Өз ирадисиниң иҗрачилири қилғай! Әбәдил-әбәд шан-шәрәпкә лайиқ болған Әйса Мәсиһ арқилиқ силәрни Өзини хурсән қилидиған ишларни қилишқа йетәклигәй, амин!
Hebr UyCyr 13:22  Қериндашлирим, силәрдин өтүнимәнки, бу қисқиғина хәттики несиһәтлиримни разимәнлик билән қобул қилғайсиләр.
Hebr UyCyr 13:23  Қеринди­ши­миз Тимотийниң зиндандин қоюп берилгәнлигидин хәвәрдар болғайсиләр. Йеқинда йенимға келип қалса, униң билән биллә силәр­ни йоқлап баримән.
Hebr UyCyr 13:24  Барлиқ йетәкчилириңлар вә башқа мәсиһийләргә салам ейтқай­си­ләр. Италиядин кәлгән қериндашлар силәргә салам йоллиди.
Hebr UyCyr 13:25  Худаниң меһир-шәпқити һәммиңларға яр болғай!