Toggle notes
Chapter 1
Josh | UyCyr | 1:1 | Пәрвәрдигарниң хизмәткари Муса пәйғәмбәр вапат болғандин кейин Пәрвәрдигар Нунниң оғли, йәни Муса пәйғәмбәрниң ярдәмчиси Йошуваға мундақ деди: | |
Josh | UyCyr | 1:2 | — Мениң хизмәткарим Муса вапат болди. Әнди сән барлиқ исраил хәлқини Иордан дәриясидин өткүзүп, уларни Мән силәргә ата қилмақчи болған зиминға елип беришқа тәйярлиқ көргин. | |
Josh | UyCyr | 1:4 | Силәрниң зиминиңлар җәнубий тәрәптики чөлдин шимал тәрәптики Ливан тағлириғичә, күн чиқиш тәрәптики улуқ Фират дәриясидин пүткүл хитларниң зиминини кесип өтүп, күн петиш тәрәптики Оттура деңизғичә кәңийиду. | |
Josh | UyCyr | 1:5 | Сән һаят вақтиңда һечким саңа қарши чиқалмайду. Мән Мусаға қандақ яр болған болсам, саңиму шундақ яр болимән. Мән сәндин һәргиз айрилмаймән һәм сени ташлимаймән. | |
Josh | UyCyr | 1:6 | Сән қәйсәр вә җасарәтлик бол! Чүнки сән өз хәлқиңни Мән әҗдатлириңға беришкә вәдә қилған зиминға егидарчилиқ қилишқа елип барисән. | |
Josh | UyCyr | 1:7 | Сән интайин қәйсәр вә җасарәтлик бол! Хизмәткарим Муса саңа үгәткән пүткүл Тәврат қануниға қәтъий әмәл қилип, униңдин чәтнәп кәтмисәңла, нәгила баридикәнсән һәммә ишлириң утуқлуқ болиду. | |
Josh | UyCyr | 1:8 | Тәврат қануни ағзиңдин чүшмисун, кечә-күндүз Тәврат қануни үстидә чоңқур ойлинип, униңда йезилғанларға әмәл қилғин. Шундақ қилсаң, барлиқ ишлириң утуқлуқ, оңушлуқ болиду. | |
Josh | UyCyr | 1:9 | Мән саңа буйруған әмәсму! Сән қәйсәр вә җасарәтлик бол! Қорқма һәм чүшкүнләшмә. Чүнки сән қәйәргә барсаң, Пәрвәрдигариң — сән етиқат қилип кәлгән Худа — Мән саңа яр болимән. | |
Josh | UyCyr | 1:11 | — Силәр һәрқайси қараргаһларни арилап, хәлиққә: «Озуқ-түлүклириңларни тәйярлап қоюңлар. Үч күндин кейин биз, Пәрвәрдигар — биз етиқат қилип кәлгән Худа бизгә ата қилмақчи болған зиминға егидарчилиқ қилиш үчүн, Иордан дәриясидин өтимиз», дәп уқтуруш қилиңлар, — деди. | |
Josh | UyCyr | 1:12 | Йошува йәнә Рубен, Гад қәбилилири вә Манассә қәбилисиниң шәрқий йеримиға мундақ деди: | |
Josh | UyCyr | 1:13 | — Силәр Пәрвәрдигарниң хизмәткари Муса пәйғәмбәрниң һаят вақтида силәргә немини буйруғанлиғини билисиләр. Муса пәйғәмбәр мундақ дегән еди: «Пәрвәрдигариңлар Худа Иордан дәриясиниң шәриқ қирғиғидики бу зиминни силәргә маканлишишқа ата қилди». | |
Josh | UyCyr | 1:14 | Силәрниң аяллириңлар, балилириңлар вә мал-чарвилириңлар Муса пәйғәмбәр силәргә тәхсим қилип бәргән Иордан дәриясиниң қирғиғидики бу зиминда турса болиду. Амма барлиқ палванлириңлар қолиға қурал-ярақ елип, қериндаш қәбилиләрни башлап дәриядин өтүп, уларға ярдәмдә болсун. | |
Josh | UyCyr | 1:15 | Пәрвәрдигар қериндаш қәбилиләрни силәргә охшаш маканлаштуруп болғичә, уларға ярдәмдә болуңлар. Уларму Пәрвәрдигариңлар Худа ата қилған зиминға егидарчилиқ қилғандин кейин, силәр Пәрвәрдигарниң хизмәткари Муса пәйғәмбәр силәргә бәлгүләп бәргән Иордан дәриясиниң шәрқий қирғиғиға қайтсаңлар болиду. | |
Josh | UyCyr | 1:16 | Улар Йошуваға җававән мундақ деди: — Сән бизгә немини буйрусаң, биз шуни бәҗа кәлтүримиз, нәгә әвәтсәң шу йәргә баримиз. | |
Josh | UyCyr | 1:17 | Биз саңа Муса пәйғәмбәргә бойсунғандәк бойсунимиз. Пәрвәрдигаримиз — Худа бурун Муса пәйғәмбәргә яр болғандәк, саңиму яр болсун. | |
Chapter 2
Josh | UyCyr | 2:1 | Нунниң оғли Йошува өз хәлқиниң Шиттимдики қараргаһидин икки чарлиғучини йошурунчә әвәтип, уларға буйруқ қилип мундақ деди: — Силәр берип Қанан зиминини, болупму Ериха шәһирини чарлап келиңлар. Улар у йәргә йетип берип, Раһаб исимлиқ бир паһишә аялниң өйигә чүшүп, шу йәрдә түнәп қалди. | |
Josh | UyCyr | 2:2 | Ериха шәһириниң падишаси исраилларниң бу зиминни чарлашқа келип, әшу өйдә туруватқанлиғидин хәвәр тепип, | |
Josh | UyCyr | 2:3 | адәм әвәтип, Раһабқа: — Өйүңгә кәлгәнләрни чиқирип бәр! Улар зиминимизни чарлаш үчүн кәлгәнләр, — деди. | |
Josh | UyCyr | 2:4 | Амма Раһаб у иккисини аллиқачан йошуруп қойған еди. У падиша әвәткән адәмләргә: — Шундақ, икки адәмниң кәлгәнлиги раст, амма уларниң қәйәрдин кәлгәнлигидин хәвирим йоқ. | |
Josh | UyCyr | 2:5 | Гугум чүшүп шәһәр дәрвазиси тақилидиған чағда, у иккиси чиқип кәткән. Уларниң қәйәргә кәткәнлигини билмәймән. Силәр дәрһал қоғлисаңлар, чоқум йетишивалисиләр, — деди. | |
Josh | UyCyr | 2:6 | (Әмәлиятта Раһаб уларни аллиқачан өгүздики догилап қоюлған зиғир бағлири астиға йошуруп қойған еди.) | |
Josh | UyCyr | 2:7 | Шуниң билән падиша әвәткән адәмләр Иордан дәриясиниң өтидиған җайиға баридиған йолда уларни қоғлиди. Қоғлап кәлгәнләр шәһәрдин чиқиши биләнла, шәһәр дәрвазиси тақалди. | |
Josh | UyCyr | 2:9 | уларға мундақ деди: — Мән Пәрвәрдигарниң бу зиминни силәргә ата қилғанлиғини билимән. Силәр бизни бәкла қорқутувәттиңлар. Бу зиминдики барлиқ хәлиқ силәрдин қорқуп, жүрәклири су болуп кәтти. | |
Josh | UyCyr | 2:10 | Силәр Мисирдин чиққанда Пәрвәрдигарниң силәргә Қизил деңизни қурутуп бәргәнлигидин бизниң хәвиримиз бар, йәнә силәрниң Иордан дәриясиниң шәрқий қирғиғидики аморларниң Сихон вә Ог дегән икки падишасини вә пухралирини тәл-төкүз йоқатқанлиғиңлардинму хәвәрдармиз. | |
Josh | UyCyr | 2:11 | Биз буларни аңлиған һаман қорқуп, җасаритимиз йоқалди. Чүнки Пәрвәрдигариңлар Худа пүтүн аләмниң Худасидур. | |
Josh | UyCyr | 2:12 | Мән силәргә яхши муамилә қилдим. Шуңа һазир силәр Пәрвәрдигарниң алдида мениң җаматимгә тәгмәсликкә қәсәм бәрсәңлар. Мениң ата-анам, ака-укилирим, ача-сиңиллирим вә уларниң аилисиниң һаятини қутқузуп, уларни өлүмдин сақлап қелишқа капаләт бәрсәңлар. | |
Josh | UyCyr | 2:13 | Мән силәргә яхши муамилә қилдим. Шуңа һазир силәр Пәрвәрдигарниң алдида мениң җаматимгә тәгмәсликкә қәсәм бәрсәңлар. Мениң ата-анам, ака-укилирим, ача-сиңиллирим вә уларниң аилисиниң һаятини қутқузуп, уларни өлүмдин сақлап қелишқа капаләт бәрсәңлар. | |
Josh | UyCyr | 2:14 | У икки чарлиғучи қәсәм берип мундақ деди: — Әгәр сән бизниң һәрикитимизни ашкарилап қоймисаңла, Пәрвәрдигар бизгә ата қилған бу зимин қолумизға өткән һаман, биз саңа бәргән вәдимиздә туруп, меһриванлиғимизни көрситимиз. Әгәр биз вәдимиздә турмисақ, Пәрвәрдигар бизниң җенимизни алсун. | |
Josh | UyCyr | 2:15 | Сепил Раһабниң өйиниң чегара теми болғачқа, у ағамча билән у иккисини деризидин төвәнгә чүширип қоюп, | |
Josh | UyCyr | 2:16 | уларға мундақ деди: — Тағ ичигә кирип кәтсәңлар, қоғлаватқанлар силәрни тапалмайду. Силәр шу йәрдә үч күн йошурунуп, улар шәһәргә қайтқандин кейин, йолға чиқиңлар. | |
Josh | UyCyr | 2:17 | У иккиси меңиш алдида Раһабқа: — Сән чоқум биз дегәндәк қилғин, болмиса биз саңа бәргән қәсимимизгә егә болмаймиз. | |
Josh | UyCyr | 2:18 | Биз бу йәргә қайтип кәлгәндә, сән чоқум бу қизил ағамчини бизни чүширип қойған деризигә бағлап қойғин. Сән ата-анаң, ака-укилириң вә барлиқ аилә әзалириңни өз өйүңгә җәм қилғин. | |
Josh | UyCyr | 2:19 | Әгәр ким бу өйдин чиқип җенидин җуда болса, у өзиниң шори, биз униңға егә болалмаймиз. Әгәр сениң өйүңдә бирәрсигә қол тәккүзүп қалса, буниңға биз әйипкар. | |
Josh | UyCyr | 2:20 | Лекин бизниң һәрикитимиз тоғрилиқ бирәрсигә еғиз ачсаң, ундақта, биз қилған қәсәмдин халас болимиз, — деди. | |
Josh | UyCyr | 2:21 | Раһаб: — Болиду, шундақ болсун! — деди. Раһаб уларни йолға селип қойғандин кейин, қизил ағамчини деризигә бағлап қойди. | |
Josh | UyCyr | 2:22 | Бу икки чарлиғучи таққа чиқип йошурунувалди. Қоғлиғучилар уларни йол бойи үч күн издәп тапалмай, Ериха шәһиригә қайтип кәлди. | |
Josh | UyCyr | 2:23 | Шуниң билән чарлиғучилар тағдин чүшүп, дәриядин өтүп, Нунниң оғли Йошува билән көрүшүп, бешидин өткән һәммә ишларни мәлум қилди. | |
Chapter 3
Josh | UyCyr | 3:1 | Әтиси сәһәрдә Йошува билән барлиқ исраил хәлқи Шиттимдики қараргаһидин қозғилип Иордан дәрияси бойиға кәлди вә у йәрдә қараргаһ қуруп, дәриядин өтүшни күтүп турди. | |
Josh | UyCyr | 3:3 | хәлиққә: — Силәр Лавий қәбилисиниң роһанийлири Пәрвәрдигар Худаниң келишим сандуғини көтирип маңғанлиғини көргән һаман чоқум қараргаһиңлардин чиқип, уларға әгишип меңиңлар. | |
Josh | UyCyr | 3:4 | Силәр бу йәрләргә келип бақмиғачқа, улар алдида йол башлап маңиду. Бирақ силәр келишим сандуғиға йеқинлашмай, униң арқисидин икки чақирим арилиқ ташлап меңиңлар, — дәп тапилиди. | |
Josh | UyCyr | 3:5 | Кейин Йошува хәлиққә мундақ деди: — Силәр өзәңларни паклаңлар. Әтә Пәрвәрдигар силәрниң араңларда улуқ мөҗүзә яритиду. | |
Josh | UyCyr | 3:6 | Әтиси әтигәндә Йошува роһанийларға мундақ деди: — Келишим сандуғини көтирип, хәлиқниң алдида меңиңлар. Шуниң билән роһанийлар келишим сандуғини көтирип хәлиқниң алдида маңди. | |
Josh | UyCyr | 3:7 | Пәрвәрдигар Йошуваға мундақ деди: — Бүгүндин башлап сени исраилларниң көз алдида көккә көтиримән. Шундақ болғанда, улар Мән Мусаға яр болғандәк, саңиму яр болғанлиғимни биләләйду. | |
Josh | UyCyr | 3:8 | Сән келишим сандуғини көтирип маңған роһанийларға Мениң әмримни йәткүзгин, улар Иордан дәрияси бойиға кәлгәндә, дәрияниң ичидә турсун. | |
Josh | UyCyr | 3:9 | Кейин Йошува исраил хәлқигә мундақ деди: — Келиңлар, Пәрвәрдигар Худаниң силәргә дегән сөзлирини аңлаңлар. | |
Josh | UyCyr | 3:10 | Силәр мәңгү һаят Худаниң араңларда екәнлигини һәм Униң силәрниң алдиңларда қананларни, хитларни, хивларни, пәриззиләрни, гиргашларни, аморларни вә йибусларни қандақ қоғлап чиқиридиғанлиғини билисиләр. | |
Josh | UyCyr | 3:11 | Қараңлар, пүткүл аләмниң Егиси болған Пәрвәрдигарниң келишим сандуғи силәрдин бурун Иордан дәриясидин өткүзүлиду. | |
Josh | UyCyr | 3:13 | Пүткүл аләмниң Егиси болған Пәрвәрдигарниң келишим сандуғини көтәргән роһанийларниң айиғи суға тәккән һаман, жуқури еқиндин еқип келиватқан дәрия сүйи шу һаман тохтап, бир йәргә жиғилиду. | |
Josh | UyCyr | 3:14 | Шуниң билән хәлиқ қараргаһлиридин чиқип Иордан дәриясиға қарап маңди. Келишим сандуғини көтәргән роһанийлар улардин бурун маңди. | |
Josh | UyCyr | 3:15 | Һосул мәзгилидә Иордан дәрияси қиниға патмай, қирғақлардин тешип ақатти. Келишим сандуғини көтәргән роһанийлар дәрия бойиға келип, дәрия сүйини кечиши биләнла, | |
Josh | UyCyr | 3:16 | жуқури еқиндин еқип келиватқан су шу һаман еқиштин тохтап, Заритан дегән җайдики Адам шәһиридин хелә жирақтики бир җайға жиғилип қалди. Өлүк деңизиға, йәни Туз деңизиға еқиватқан төвәнки еқин сүйиму пүтүнләй үзүлүп қалди. Шуниң билән хәлиқ Ериха шәһиригә йеқин йәрдә дәриядин өтти. | |
Chapter 4
Josh | UyCyr | 4:1 | Пүткүл исраил хәлқи Иордан дәриясидин өтүп болғандин кейин, Пәрвәрдигар Йошуваға мундақ деди: | |
Josh | UyCyr | 4:3 | уларға ейтқин: «Дәрияниң оттурисидики роһанийлар өрә турған йәрдин 12 ташни елип, бу ташларни бүгүн кәчтә силәр қараргаһ қуридиған йәргә елип барсун». | |
Josh | UyCyr | 4:4 | Шуниң билән Йошува һәрбир қәбилидин бирдин, җәми 12 әрни таллап, уларни бир йәргә җәм қилип, | |
Josh | UyCyr | 4:5 | уларға мундақ деди: — Силәр Иордан дәриясиниң оттурисидики Пәрвәрдигарниң келишим сандуғиниң алдиға бериңлар һәм исраил қәбилилириниң саниға асасән һәрбириңлар дәриядин бирдин таш елип, мүрәңларда көтирип келип, | |
Josh | UyCyr | 4:6 | бу ташлар билән бир хатирә тикләңләр. Кәлгүсидә силәрниң балилириңлар силәрдин: «Бу ташлар немини билдүриду?» дәп сориғанда, | |
Josh | UyCyr | 4:7 | силәр уларға Пәрвәрдигарниң келишим сандуғи Иордан дәриясидин өткүзүлгәндә, дәрия сүйиниң еқиштин тохтиғанлиғини сөзләп бериңлар. Бу ташлар исраил хәлқигә, бүгүн бу йәрдә немә иш йүз бәргәнлигини мәңгү әслитиду. | |
Josh | UyCyr | 4:8 | Талланған бу 12 әр Пәрвәрдигарниң Йошуваға дегинидәк, Йошуваниң әмри бойичә Иордан дәриясиниң оттурисидин исраилларниң 12 қәбилиси үчүн 12 ташни көтирип йеңи қурған қараргаһқа елип кәлди вә шу йәрдә хатирә тиклиди. | |
Josh | UyCyr | 4:9 | Йошуваму Иордан дәриясиниң оттурисида келишим сандуғини көтәргән роһанийлар өрә турған йәргә 12 таш тизип қойди. Бу ташлар һазирму әшу җайда шу пети турмақта. | |
Josh | UyCyr | 4:10 | Пәрвәрдигарниң Йошува арқилиқ хәлиққә қилған барлиқ әмирлири ада қилинип болғичә, келишим сандуғини көтәргән роһанийлар Иордан дәриясиниң оттурисида өрә турди. Бу Муса пәйғәмбәрниң Йошуваға илгири бәргән йол-йоруғидәк болди. Хәлиқ тезла дәриядин өткән еди. | |
Josh | UyCyr | 4:11 | Пүткүл хәлиқ дәриядин өтүп болғандин кейин, келишим сандуғини көтәргән роһанийлар дәриядин чиқип, хәлиқ топиниң алдиға өтти. | |
Josh | UyCyr | 4:12 | Рубен вә Гад қәбилиси һәм Манассә қәбилисиниң шәрқий йерими Муса пәйғәмбәрниң ейтқини бойичә қураллинип, қалған хәлиқтин бурун дәриядин өтти. | |
Josh | UyCyr | 4:13 | Урушқа тәйярланған 40 миңчә қураллиқ адәм дәриядин өтүп, Ериха түзләңлигигә кәлди. Пәрвәрдигар уларға яр еди. | |
Josh | UyCyr | 4:14 | Шу күни Пәрвәрдигар Йошувани пүткүл исраилларниң алдида көккә көтәрди. Хәлиқ Муса пәйғәмбәрни қандақ һөрмәтлигән болса, Йошува аләмдин өткичә уму шундақ һөрмәтләнди. | |
Josh | UyCyr | 4:17 | Шуниң билән Йошува келишим сандуғини көтәргән роһанийларға дәриядин чиқишни буйруди. | |
Josh | UyCyr | 4:18 | Пәрвәрдигарниң келишим сандуғини көтәргән роһанийлар дәриядин чиқип, қирғақни дәссиши билән тәң, дәрия сүйи әсли һалитигә келип, ташқинлап ақти. | |
Josh | UyCyr | 4:19 | Хәлиқ Иордан дәриясидин өтүп Ериха шәһириниң шәрқий тәрипиниң сиртидики Гилгалда қараргаһ қурған вақит 1-айниң 10-күнигә тоғра кәлди. | |
Josh | UyCyr | 4:21 | Йошува исраил хәлқигә мундақ деди: — Кәлгүсидә балилириңлар силәрдин: «Бу ташлар немини билдүриду?» дәп сориса, | |
Josh | UyCyr | 4:22 | силәр уларға: «Иордан дәриясиниң сүйи тохтап, исраил хәлқиниң қуруқ дәриядин өткәнлигини», сөзләп бериңлар. | |
Josh | UyCyr | 4:23 | Пәрвәрдигаримиз Худа худди бурун әҗдатлиримиз Қизил деңиздин өтүвалғичә униң сүйини тохтитип бәргәндәк, биз Иордан дәриясидин өтүвалғичә, униң сүйини тохтитип бәрди. | |
Chapter 5
Josh | UyCyr | 5:1 | Иордан дәриясиниң ғәрбий қирғиғидики аморларниң барлиқ падишалири вә Оттура деңиз бойидики Қананниң барлиқ падишалири Пәрвәрдигарниң исраилларниң Иордан дәриясидин өтүвалғичә дәрия сүйини қандақ қурутуп бәргәнлигини аңлап, қорқунуч ичидә жүрәклири су болуп кәтти. Шуниң билән уларда исраилларға тақабил турғидәк җасарәт қалмиди. | |
Josh | UyCyr | 5:2 | Бу чағда Пәрвәрдигар Йошуваға мундақ деди: — Сән чақмақ тешини пичақ қилип, исраил хәлқиниң бу йеңи әвладиниң хәтнисини қилғин. | |
Josh | UyCyr | 5:3 | Шуниң билән Йошува чақмақ тешидин пичақ ясап, «хәтнә мәрасим теғи» дегән җайда исраилларниң хәтнисини қилдурди. | |
Josh | UyCyr | 5:4 | Униң бундақ қилишиниң сәвәви, исраиллар Мисирдин чиққандин кейин уруш қилалайдиған әрләрниң һәммиси чөл-баяванлардики сәпәр үстидә өлүп кәтти. | |
Josh | UyCyr | 5:5 | Мисирдин чиққан исраилларниң һәммиси хәтнә қилинған еди, амма чөл-баявандики сәпәр үстидә туғулғанлар хәтнә қилинмиған еди. | |
Josh | UyCyr | 5:6 | Улар Мисирдин чиққандин кейин, барлиқ исраиллар ичидики уруш қилалайдиған әрләрниң һәммиси, таки улар өлүп түгигичә, қириқ жил чөл-баяванларни кезип, сәргәрдан болуп жүрди. Пәрвәрдигар уларға: «Мән ата-боваңларға вәдә қилип, силәргә беримән дегән сүт вә һәсәл еқип туридиған үнүмлүк зиминни һечқачан көрмәйсиләр!» дәп қәсәм қилған еди. | |
Josh | UyCyr | 5:7 | Пәрвәрдигар уларниң орниға, уларниң пәрзәнтлирини шу зиминға йәткүзди. Йошува мана шуларниң хәтнисини қилди. Илгири улар сәпәр үстидә болғанлиқтин хәтнә қилинмиған еди. | |
Josh | UyCyr | 5:9 | Пәрвәрдигар Йошуваға мундақ деди: — Бүгүн мән силәрдин Мисирда тартқан хорлуғуңларни елип ташлидим. Шуңа у йәр һазирму йәнила «Гилгал» дәп аталмақта. | |
Josh | UyCyr | 5:10 | Шу айниң 14-күни кәчтә исраиллар Ериха түзләңлигидики Гилгалда қурған қараргаһта «Өтүп кетиш» һейтини өткүзди. | |
Josh | UyCyr | 5:11 | «Өтүп кетиш» һейти өтүп иккинчи күни улар шу йәрниң мәһсулатлиридин петир нан вә қомашни йейишти. | |
Josh | UyCyr | 5:12 | Исраил хәлқи шу зиминниң ашлиқлирини йегән күндин башлап манна чүширилиштин тохтиди. Шу жилдин башлап улар маннани әмәс, Қанандин чиқидиған ашлиқни йәйдиған болди. | |
Josh | UyCyr | 5:13 | Йошува Ериха шәһиригә йеқинлап қалған чағда, қолида ғиливидин суғурулған қилични тутқан бир кишини көрди. Йошува униңдин: — Сән биз тәрәпниңкиму яки дүшмән тәрәпниңкиму? — дәп сориди. | |
Josh | UyCyr | 5:14 | У адәм җававән: — Һечқайси тәрәпниң әмәс, мән Пәрвәрдигарниң қошуниға баш болушқа кәлдим, — деди. Андин Йошува йәргә баш қоюп, тазим қилип: — Тәхсир, хизмәткарлириға немә буйруқлири баркин? — дәп сориди. | |
Josh | UyCyr | 5:15 | Пәрвәрдигар қошуниниң беши униңға: — Сән дәссәп турған йәр муқәддәс йәрдур, шуңа чоруғуңни сал! — деди. Йошува униң дегинини бәҗа кәлтүрди. | |
Chapter 6
Josh | UyCyr | 6:1 | Пәрвәрдигар Йошуваға мундақ деди: — Қара, Мән Ериха шәһирини униң падишаси вә җасур ләшкәрлири билән қошуп һәммисини сениң қолуңға тапшуруп беримән. | |
Josh | UyCyr | 6:3 | Йәттә роһаний қошқар мүңгүзидин ясалған бурғиларни елип, келишим сандуғиниң алдида маңсун. Йәттинчи күни роһанийлар бурғиларни чалған һалда шәһәрни йәттә қетим айлансун. | |
Josh | UyCyr | 6:4 | Силәр уларниң узун сада чиқирип чалған бурға авазини аңлиғиниңларда, пүткүл хәлиқ жуқури авазда вақирисун. Шу һаман шәһәр сепили өрүлүп чүшиду, шу чағда барлиқ хәлиқ шәһәргә удул бесип кирсун. | |
Josh | UyCyr | 6:5 | Нунниң оғли Йошува роһанийларға чақириқ қилип: — Силәр келишим сандуғини көтириңлар, йәттиңлар униң алдида бурғиларни елип меңиңлар, — деди. | |
Josh | UyCyr | 6:6 | Андин Йошува хәлиққә әмир қилип: — Атлиниңлар! Қуралланған ләшкәрләр Пәрвәрдигарниң келишим сандуғиниң алдида маңсун, шәһәр сепилини чөгиләп айлиниңлар. | |
Josh | UyCyr | 6:7 | Йошува хәлиққә әмир қилғандин кейин, Пәрвәрдигарниң келишим сандуғиниң алдида йәттә бурғини челип маңған йәттә роһаний алға қарап маңди. Андин Пәрвәрдигарниң келишим сандуғини көтирип маңған роһанийлар уларға әгишип маңди. | |
Josh | UyCyr | 6:8 | Қуралланған ләшкәрләр бурға чалған роһанийларниң алдида маңди, қалған ләшкәрләр келишим сандуғиниң кәйнидин маңди, бурға тохтимай челинди. | |
Josh | UyCyr | 6:9 | Йошува хәлиққә мундақ әмир қилған еди: «Аваз чиқармаңлар, вақиримаңлар. Мән вақираңлар демигичә, зуван чиқармаңлар. Әмир чүширилгәндин кейин вақираңлар». | |
Josh | UyCyr | 6:10 | Улар Йошуваниң әмригә бенаән келишим сандуғини көтирип, шәһәр сепилини чөгиләп айланди. Андин қараргаһқа қайтип келип түниди. | |
Josh | UyCyr | 6:11 | Йошува әтиси орнидин сәһәр турди. Роһанийлар Пәрвәрдигарниң келишим сандуғини көтәрди. | |
Josh | UyCyr | 6:12 | Йәттә бурғини челип маңған йәттә роһаний Пәрвәрдигарниң келишим сандуғи алдида алға қарап жүрүш қилди. Бурғилар тохтимай челиниватқанда, қуралланған ләшкәрләр роһанийларниң алдида маңди, қалған ләшкәрләр Пәрвәрдигарниң келишим сандуғиниң кәйнидин маңди. | |
Josh | UyCyr | 6:13 | Шундақ қилип, иккинчи күни хәлиқ шәһәр сепилини йәнә бир қетим чөгүләп айлинип, қараргаһқа қайтип кәлди. Улар уда алтә күн шундақ қилди. | |
Josh | UyCyr | 6:14 | Йәттинчи күни таң сәһәрдә исраиллар таң йоруши биләнла орнидин туруп күндикидәк шәһәр сепилини чөгиләп жүрүш қилди. Амма бу қетим йәттә қетим айлинип чиқти. | |
Josh | UyCyr | 6:15 | Йәттинчи қетимлиқ айлиништа роһанийлар бурғини чалған чағда, Йошува хәлиққә мундақ дәп буйруқ бәрди: — Вақираңлар, чүнки Пәрвәрдигар бу шәһәрни силәргә ата қилип бәрди. | |
Josh | UyCyr | 6:16 | Ериха шәһири вә униңдики барлиқ нәрсиләрни Пәрвәрдигарға атап тәл-төкүз йоқитиңлар. Пәқәт паһишә Раһаб вә униң аилисидикиләрни, бизниң чарлиғучилиримизни йошуруп қалғанлиғи үчүн, тирик қалдуруңлар. | |
Josh | UyCyr | 6:17 | Силәр Пәрвәрдигарға атап тәл-төкүз йоқитидиған һәрқандақ бир нәрсини еливалғучи болмаңлар. Әгәр у нәрсиләрни қараргаһимизға елип кәлсәңлар, исраилларға зор балаю-апәт елип келисиләр. | |
Josh | UyCyr | 6:18 | Барлиқ алтун-күмүч, мис вә төмүрләрдин ясалған нәрсиләрниң һәммиси Пәрвәрдигарға тәвә, улар чоқум Пәрвәрдигарниң ғәзинисигә тапшурулуши керәк. | |
Josh | UyCyr | 6:19 | Роһанийлар бурға чалғанда, хәлиқ вақириди. Бурға садаси яңриғанда вә хәлиқ вақириғанда, сепил өрүлди вә хәлиқ шәһәргә удул бесип кирип, Ериха шәһирини алди. | |
Josh | UyCyr | 6:20 | Улар шәһәрдики барлиқ әр-аял, қери-яш, кала-қой, ешәкләрни қилич билән тәл-төкүз йоқатти. | |
Josh | UyCyr | 6:21 | Йошува һелиқи икки чарлиғучиға мундақ деди: — Силәр паһишиниң өйигә берип, униңға бәргән қәсимиңләр бойичә, уни вә униң аилисидикиләрни елип келиңлар. | |
Josh | UyCyr | 6:22 | Улар иккиси Раһабниң өйигә берип, уни, униң ата-аниси вә барлиқ қериндашлирини елип келип, уларни исраилларниң қараргаһиниң сиртидики бир бехәтәр йәргә орунлаштурди. | |
Josh | UyCyr | 6:23 | Андин кейин исраиллар Ериха шәһирини вә шәһәрдики барлиқ нәрсиләрни көйдүрүп ташлиди. Пәқәт алтун-күмүч, мис, төмүрләрдин ясалған нәрсиләр елип келинип, Пәрвәрдигарниң ғәзинисигә тапшурулди. | |
Josh | UyCyr | 6:24 | Йошува паһишә аял Раһаб вә униң аилисидикиләрниң һаятини сақлап қалди, чүнки у Йошува Ериха шәһирини чарлашқа әвәткән адәмләрни йошуруп қалған еди. Шуниңдин башлап Раһаб вә униң аилисидикиләр таки һазирғичә исраиллар арисида яшап қалди. | |
Josh | UyCyr | 6:25 | Шундин кейин Йошува қарғиш яғидиған агаһландуруш чиқарди: «Кимки Ериха шәһирини қурушқа урунидикән, Пәрвәрдигар шуниңға ләнәт яғдуриду. Кимки шәһәрниң һулини салидикән, Униң тунҗа оғли қаза болиду. Кимки шәһәрниң дәрвазисини орнитидикән, У кәнҗә оғлидин айрилиду». | |
Chapter 7
Josh | UyCyr | 7:1 | Исраиллар Пәрвәрдигарға атап тәл-төкүз йоқитилидиған нәрсиләрдә садақәтсизлик қилип, гуна өткүзди. Акан исимлиқ бир киши Пәрвәрдигарға аталған нәрсиләрдин бир қисмини тиқивалди, шуниң билән Пәрвәрдигар исраиллардин интайин ғәзәпләнди. Акан болса Йәһуда қәбилисидин болған Зәрахниң оғли Забдиниң әвлади болуп, Карминиң оғли еди. | |
Josh | UyCyr | 7:2 | Йошува бирнәччә адәмни Ериха шәһиридин Бәйтәл шәһириниң шәрқидики Бәйтъавән шәһиригә йеқин Ай шәһиригә әвәтти. Йошува уларға: — Силәр бу зиминға берип чарлап келиңлар, — деди. Шуниң билән у кишиләр Ай шәһирини чарлап келишкә жүрүп кәтти. | |
Josh | UyCyr | 7:3 | Улар қайтип келип, Йошуваға мундақ деди: — Ай шәһириниң адими аз екән, шуңа барлиқ адимимизниң һуҗумға өтүшиниң һаҗити йоқ екән, пәқәт икки-үч миң адәм барсила у шәһәрни ишғал қилғили болғидәк. Адәмлиримизниң һәммиси берип аварә болмисун! | |
Josh | UyCyr | 7:4 | Шуниң билән Ай шәһиригә исраиллардин тәхминән үч миң адәмла барди. Бирақ Ай шәһириниң адәмлири уларни мәғлуп қилип қоғлавәтти. | |
Josh | UyCyr | 7:5 | Ай шәһириниң адәмлири исраилларни шәһәр дәрвазисидин таш қезиш орниғичә қоғлап-сүрүп берип, исраиллар дөңлүктин төвән тәрәпкә чекиниватқанда, тәхминән 36 адимини өлтүрүвәтти. Буни көрүп исраиллар интайин қорқуп, жүрәклири су болуп кәтти. | |
Josh | UyCyr | 7:6 | Йошува вә исраилларниң ақсақаллири бу әһвални көрүп интайин қайғурди. Улар кийимлирини житишип, башлириға топа чечип, Пәрвәрдигарниң келишим сандуғи алдида йүзини йәргә йеқип дүм ятти. Улар гугум чүшкичә шундақ қилди. | |
Josh | UyCyr | 7:7 | Андин Йошува мундақ деди: — Әй Егәм Пәрвәрдигар! Сән немә үчүн бизни Иордан дәриясидин өткүзүп аморларниң қоли билән вәйран қилмақчи болисән? Буниңдин көрә бизниң Иордан дәриясиниң у қетида яшиғинимиз әвзәл әмәсмеди! | |
Josh | UyCyr | 7:9 | Буниңдин қананлиқлар вә бу зиминда яшаватқан барлиқ хәлиқ хәвәр тапиду. Әнди улар бизни қоршайду вә намимизни йәр йүзидин йоқ қилиду. У чағда улуқ намиңни қандақ қоғдап қалисән? | |
Josh | UyCyr | 7:10 | Пәрвәрдигар Йошуваға мундақ деди: — Орнуңдин тур! Сән немә үчүн йүзүңни йәргә йеқип, дүм ятисән? | |
Josh | UyCyr | 7:11 | Исраиллар өзлири билән түзгән келишимимгә хилаплиқ қилип гуна өткүзди. Улар ялғанчилиқ қилип, Маңа атап тәл-төкүз йоқитилидиған нәрсиләрни өз бисатиға қошувелип, хиянәт қилди. | |
Josh | UyCyr | 7:12 | Шуниң үчүн исраиллар дүшмәнлиригә тақабил туралмай, улардин йеңилип, арқисиға қарап қачти. Һазир исраилларниң өзи һалакәткә йүзләнди. Силәр тиқивалған нәрсиләрни йоқатмиғичә, Мән силәргә яр болмаймән. | |
Josh | UyCyr | 7:13 | Орнуңдин тур! Әнди исраил хәлқини пакла. Уларға: «Өзәңларни әтики күн үчүн тәйярлап паклаңлар. Пәрвәрдигар — исраиллар етиқат қилип кәлгән Худа: ‹Әй исраиллар, Маңа аталған нәрсиләрни тиқивалдиңлар! Силәр бу нәрсиләрни йоқатмиғичә дүшминиңларға тақабил туралмайсиләр!› дәйду», дегин. | |
Josh | UyCyr | 7:14 | Әтигәндә силәр қәбилиләр бойичә җәм болуңлар. Пәрвәрдигариңлар көрсәткән қәбилә өз җамаәтлири билән алдиға чиқсун. Пәрвәрдигар көрсәткән җамаәт өз аилилири бойичә алдиға чиқсун. Пәрвәрдигар көрсәткән аилә аилә әзалири билән алдиға чиқсун. | |
Josh | UyCyr | 7:15 | Пәрвәрдигарға аталған нәрсиләргә хиянәт қилған киши шу нәрсиләр билән биргә көйдүрүлсун. Чүнки у исраиллар арисида шәрмәндә иш қилип, Пәрвәрдигарниң келишимини бузди. | |
Josh | UyCyr | 7:17 | Шуниң билән Йәһуда қәбилисидики җамаәтләр алдиға чиқти, булардин Зәрах җамаити талланди. Андин кейин Зәрах җамаити аилилири билән алдиға чиқти, улардин Забди аилиси талланди. | |
Josh | UyCyr | 7:18 | Андин Забди аилисиниң адәмлири бир-бирләп алдиға чиқти, буларниң ичидин Акан талланди. Акан болса Йәһуда қәбилисидин болған Карминиң оғли еди. Карми болса Забдиниң оғли, Забди болса Зәрахниң оғли еди. | |
Josh | UyCyr | 7:19 | Йошува Аканға: — Оғлум раст гәп қилип, Худаниң — исраиллар етиқат қилип кәлгән Пәрвәрдигарниң алдида йүзимизни йоруқ қилғин. Маңа немә иш қилғиниңни йошурмай ейтқин, — деди. | |
Josh | UyCyr | 7:20 | Акан иқрар қилип, Йошуваға мундақ деди: — Раст ейттиң, мән исраиллар етиқат қилип кәлгән Пәрвәрдигарниң алдида гуна өткүздүм. | |
Josh | UyCyr | 7:21 | Мән урушта алған олҗиларниң ичидә Бабилниң бир чирайлиқ тони, бәш қадақ күмүч вә еғирлиғи бир қадақтин ашидиған чока алтунни көргинимдә уларни еливалғум кәлди. Улар һазир чедиримниң ичидә күмүч билән биргә йәргә көмүклүк. | |
Josh | UyCyr | 7:22 | Йошува Аканниң чедириға адәм әвәтти. Улар тез берип, Аканниң чедиридин йошурулған нәрсиләрни тапти, күмүчму шу нәрсиләрниң астида еди. | |
Josh | UyCyr | 7:23 | Улар у нәрсиләрни Йошува вә барлиқ исраилларниң алдиға елип келип, Пәрвәрдигарниң алдида яйди. | |
Josh | UyCyr | 7:24 | Андин Йошува билән барлиқ исраил хәлқи Зәрахниң оғли Аканни, күмүч, чока алтун, тон, оғул-қизлири, кала-қой, ешәк, чедири вә бар бисати билән «Балаю-апәт җилғисиға» елип кәлди. | |
Josh | UyCyr | 7:25 | Андин Йошува Аканға: — Сән немә үчүн бизгә бу балаю-апәтни елип келисән? Әнди Пәрвәрдигар саңа бала-қаза елип келиду, — деди. Шуниң билән барлиқ исраил хәлқи Акан вә униң аилисини чалма-кесәк қилип өлтүрди вә уларниң җәсидини көйдүрүвәтти | |
Chapter 8
Josh | UyCyr | 8:1 | Пәрвәрдигар Йошуваға мундақ деди: — Һәргиз қорқмаңлар һәм һодуқмаңлар! Сән барлиқ ләшкәрлириңни елип Ай шәһиригә һуҗум қилғин. Мән Ай падишасини, униң хәлқини, шәһирини вә униң зиминини сениң қолуңға тапшуримән. | |
Josh | UyCyr | 8:2 | Силәр Ериха шәһири вә униң падишасини қандақ ишғал қилған болсаңлар, Ай шәһири вә униң падишасиниму шундақ қилиңлар. Бирақ бу қетим силәр уларниң мал-мүлүк вә мал-чарвилирини олҗа алсаңлар болиду. Шәһәрниң кәйни тәрипигә йошурунидиған җай қоюңлар. | |
Josh | UyCyr | 8:3 | Шуниң билән Йошува вә пүтүн қошун Ай шәһиригә һуҗумға атланди. Йошува 30 миң ләшкәрни таллап, уларни түндә йолға салди. | |
Josh | UyCyr | 8:4 | Йошува уларға буйруқ қилип, мундақ деди: — Шәһәрниң арқа тәрипигә йеқин болған йәргә йошурунидиған җай қоюп, һәммиңлар һәрикәт қилишқа тәйяр туруңлар. | |
Josh | UyCyr | 8:5 | Мән қалған адәмләр билән шәһәргә йеқинлап келимән. Худди биринчи қетимқиға охшаш, улар шәһәрдин чиқип бизгә һуҗум қилғанда, биз улардин қачимиз. | |
Josh | UyCyr | 8:6 | Улар бизни из бесип қоғлап кәлгәндә, биз қечип, уларни шәһәрдин алдап елип чиқимиз. Биз улардин қачқанда, улар: «Исраиллар бурунқидәк биздин қачти», дәйду. | |
Josh | UyCyr | 8:7 | Силәр бу чағда йошурунған җайиңлардин чиқип, шәһәрни егиләңлар. Пәрвәрдигариңлар Худа бу шәһәрни қолуңларға тапшуриду. | |
Josh | UyCyr | 8:8 | Силәр шәһәрни егилигәндин кейин, Пәрвәрдигарниң дегини бойичә шәһәргә от қоюңлар. Бу мениң силәргә қилған әмрим. | |
Josh | UyCyr | 8:9 | Шуниң билән Йошува уларни йолға салди. Улар Ай шәһириниң ғәрибигә — Бәйтәл шәһири билән Ай шәһириниң арилиғида йошурунидиған җай қуруп, әшу йәргә йошурунди. Йошува түнни ләшкәрләр билән биллә өткүзди. | |
Josh | UyCyr | 8:10 | Әтиси таң сәһәрдә Йошува ләшкәрлирини сәпкә тизди. Андин Йошува исраил ақсақаллири билән биргә уларни башлап Ай шәһиригә атланди. | |
Josh | UyCyr | 8:11 | Жүрүш қилип кәлгән исраил қошуни Ай шәһиригә йеқин келип, Ай шәһириниң шималида қараргаһ қурди. Қошун билән шәһәр оттурисида бир җилға бар еди. | |
Josh | UyCyr | 8:12 | Йошува тәхминән 5 миң ләшкәрни Ай шәһириниң ғәрбидики Бәйтәл билән Ай шәһириниң арилиғиға йошурунидиған җайға қойди. | |
Josh | UyCyr | 8:13 | Шундақ қилип, асаслиқ қошун шәһәрниң шималиға орунлаштурулди, қалғанлар шәһәрниң ғәрибигә мөктүрүлди. Йошува шу кечини җилғида өткүзди. | |
Josh | UyCyr | 8:14 | Ай шәһириниң падишаси шәһәрниң шималидики қошунни көрүп, таң сәһәрдә өз қошунини башлап алдирап-тенәп шәһәрдин чиқип җилғидики исраилларға һуҗум қилди. Амма у шәһәрниң кәйнидики йошурунидиған җайда қошун барлиғини билмәтти. | |
Josh | UyCyr | 8:16 | Шәһәрдики һәммә адәм уларни қоғлашқа чақирилди. Улар исраилларни қоғлаверип, шәһәрдин жирақлишип кәтти. | |
Josh | UyCyr | 8:17 | Ай шәһири вә Бәйтәл шәһиридә исраилларни қоғлимиған бирму адәм қалмиди. Улар исраилларни қоғлап шәһәрни қуруқ ташлап қойди. | |
Josh | UyCyr | 8:18 | Бу чағда Пәрвәрдигар Йошуваға: — Сән қолуңдики нәйзини Ай шәһиригә қаратқин, Мән шәһәрни силәргә бәрдим, — деди. Йошува Пәрвәрдигарниң дегинини бәҗа кәлтүрди. | |
Josh | UyCyr | 8:19 | Йошува шундақ қилған һаман, йошурунидиған җайдики қошун йошурунған йеридин чиқип, шәһәргә етилип кирди. Улар тезликтә шәһәрни егиләп, униңға от қойди. | |
Josh | UyCyr | 8:20 | Ай шәһириниң ләшкәрлири арқисиға қариведи, шәһәрдин чиққан ис-түтәкни көрди. Уларниң йә у яққа, йә бу яққа қечиш имканийити қалмиған еди, чүнки далаға қечиватқан исраиллар әнди кәйнигә бурулуп, уларға қарши атланған еди. | |
Josh | UyCyr | 8:21 | Йошува вә пүтүн исраил ләшкәрлири йошурунидиған җайдики қошунниң шәһәрни егиләп, шәһәргә от қоювәткәнлигини көрүп, кәйнигә бурулуп, Ай шәһириниң адәмлиригә һуҗум қилди. | |
Josh | UyCyr | 8:22 | Бу чағда шәһәрни егилигән исраил қошуни шәһәрдин чиқип, Айниң адәмлиригә қарши атланди. Шуниң билән Ай шәһириниң адәмлири алди-кәйнидики исраил қошуниниң оттурисида қапсилип қалди. Исраилларниң һуҗумида улардин һечким қечип қутулалмай, бирәрсиму аман қалмиди. | |
Josh | UyCyr | 8:24 | Исраиллар далада өзлирини қоғлап кәлгән Ай шәһириниң адәмлириниң һәммисини қилич билән қирип ташлиғандин кейин, Ай шәһиригә кирип, у йәрдә қелип қалғанларни қирип ташлиди. | |
Josh | UyCyr | 8:25 | Шу күни Ай шәһириниң барлиқ хәлқи қирғин қилинди. Улар әр-аял болуп 12 миң адәм еди. | |
Josh | UyCyr | 8:26 | Йошува Ай шәһиридә яшайдиған барлиқ хәлиқ тәл-төкүз йоқитилғичә нәйзисини қолидин чүшәрмиди. | |
Josh | UyCyr | 8:27 | Пәрвәрдигар Йошуваға буйруғандәк, исраиллар шәһәрдики мал-мүлүк вә мал-чарвиларни олҗа алди. | |
Josh | UyCyr | 8:28 | Йошува Ай шәһирини көйдүрүп ташлап мәңгүлүк харабиликкә айландурди. Бу харабилик һазирғичә шундақ турмақта. | |
Josh | UyCyr | 8:29 | Йошува Ай падишасиниң җәсидини гугум чүшкичә дәрәқкә есип қойди. Қуяш патқанда Йошува җәсәтни дәрәқтин чүширишкә буйруқ қилди. Улар падишаниң җәсидини шәһәр дәрвазиси алдиға ташлап қойди вә җәсәтниң үстигә таш догилап қойди. Бу таш догиси бүгүнгичә шу йәрдидур. | |
Josh | UyCyr | 8:30 | Йошува Ебал теғида Пәрвәрдигар — исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаға атап бир қурванлиқ суписи ясиди. | |
Josh | UyCyr | 8:31 | У Пәрвәрдигарниң хизмәткари Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән Тәврат қанунида исраилларға буйруғинидәк: «Йонулмиған, төмүр әсваплар тәгмигән ташларда Маңа бир қурванлиқ суписи ясаңлар», дегән көрсәтмә бойичә бир қурванлиқ суписи ясиди. Андин у қурванлиқ суписида Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә вә аманлиқ қурванлиқлири қилди. | |
Josh | UyCyr | 8:32 | Йошува исраилларниң көз алдида Муса пәйғәмбәргә чүширилгән Тәврат қанунини ташларға көчирип ойди. | |
Josh | UyCyr | 8:33 | Барлиқ исраиллар җүмлидин ақсақаллар, сәрдарлар, сотчилар, шундақла уларниң арисидики ят хәлиқләр Пәрвәрдигарниң келишим сандуғиниң икки тәрипидә уни көтәргән лавийларға йүзлинип турди. Уларниң йерими Гиризим теғиға, қалған йерими Ебал теғиға арқисини қилип турди. Булар Пәрвәрдигарниң хизмәткари Муса пәйғәмбәрниң һаят вақтида: «Исраил хәлқигә бәхит тиләңлар» дегән көрсәтмиси бойичә болди. | |
Josh | UyCyr | 8:34 | Кейин Йошува пүткүл Тәврат қанунини, җүмлидин униңда йезилған бәхит тиләш вә ләнәт оқушқа даир парчиларни үнлүк оқуди. | |
Chapter 9
Josh | UyCyr | 9:1 | Иордан дәриясиниң ғәрбидики тағлиқ районларда, ғәрбий идирлиқларда һәм Ливан тағлириниң шимал тәрипидики Оттура деңиз бойлирида яшаватқан барлиқ падишалар йәни хит, амор, қанан, пәриззи, хив, йибус падишалири Ериха шәһири вә Ай шәһиридә болған ишларни аңлиди. | |
Josh | UyCyr | 9:2 | Бу падишалар қошунлирини бирләштүрүп Йошува башчилиғидики исраилларға қарши уруш қилиш үчүн атланди. | |
Josh | UyCyr | 9:3 | Гибъон шәһиридә яшайдиған хивларму Йошуваниң Ериха шәһири вә Ай шәһиридә қилған ишлирини аңлап, | |
Josh | UyCyr | 9:4 | уларму өзлирини қутқузуш үчүн һәр хил һейлә-микирләрни ойлап чиқти. Улар Йошуваға әлчи әвәтишти. Улар житилип җул-җул болуп кәткән хурҗун, ямақ селинған кона шарап тулумлири артилған ешәкләрни йетиләвалған еди. Путлириға конирап, кардин чиққан аяқларни, учисиға кона кийимләрни кийишип, көкирип, қетип кәткән йемәкликләрни еливелишқан еди. | |
Josh | UyCyr | 9:5 | уларму өзлирини қутқузуш үчүн һәр хил һейлә-микирләрни ойлап чиқти. Улар Йошуваға әлчи әвәтишти. Улар житилип җул-җул болуп кәткән хурҗун, ямақ селинған кона шарап тулумлири артилған ешәкләрни йетиләвалған еди. Путлириға конирап, кардин чиққан аяқларни, учисиға кона кийимләрни кийишип, көкирип, қетип кәткән йемәкликләрни еливелишқан еди. | |
Josh | UyCyr | 9:6 | Улар Гилгалда туруватқан исраилларниң қараргаһиға келип, Йошува вә исраилларға: — Биз жирақ бир җайдин силәр билән течлиқ келишими түзүшни тәләп қилип кәлдуқ, — деди. | |
Josh | UyCyr | 9:7 | Исраиллар Гибъон шәһиридә яшайдиған бу хивларға җавап берип мундақ деди: — Силәр бәлким мошу йәрдә яшайдиған пухралар болушуңлар мүмкин. Әгәр шундақ болуп қалса, биз силәр билән қандақму течлиқ келишими түзәләймиз. | |
Josh | UyCyr | 9:8 | — Биз силәрниң хизмәткариңлар, — деди улар җававән. Амма Йошува: — Силәр ким зади? Қәйәрдин кәлдиңлар? — дәп йәнә қайтилап сориди. | |
Josh | UyCyr | 9:9 | — Биз Пәрвәрдигариңлар Худа тоғрисида аңлап, жирақ җайдин кәлгән хизмәткариңлар. Пәрвәрдигариңларниң Мисирда силәр үчүн қилған ишлирини аңлидуқ. | |
Josh | UyCyr | 9:10 | Биз йәнә Униң Иордан дәриясиниң шәрқидә яшайдиған аморларниң икки падишаси — Хәшбон шәһириниң падишаси Сихон билән Аштарот шәһириниң Башан дегән йеридә яшайдиған Ог падишаға қилған барлиқ ишлирини аңлидуқ. | |
Josh | UyCyr | 9:11 | Шуңа бизниң ақсақаллиримиз вә барлиқ хәлқимиз бизгә: «Силәр узун сәпәргә йәткидәк йемәклик елип сәпәргә атлиниңлар. Берип исраил хәлқи билән көрүшүп, уларға: ‹Биз силәрниң хизмәткариңлар, биз силәр билән течлиқ келишими түзгили кәлдуқ› дәңлар», дәп буйруди. | |
Josh | UyCyr | 9:12 | Бу нанлар биз йолға чиққанда йеңила пиширилған еди. Мана көрүп турупсиләр, һазир бу нанлар көкирип, қетип кәтти. | |
Josh | UyCyr | 9:13 | Биз бу шарап тулумлириға шарап тошқузуп маңғанда, бу тулумларму йеңи еди, һазир конирап, йерилип кәтти. Бизниң кийимлиримиз вә аяқлиримизму узун сәпәр җәриянида житилип җул-җул болуп кәтти, — дәп җавап бәрди улар. | |
Josh | UyCyr | 9:14 | Исраиллар уларниң йемәкликлирини қолиға елип көрди, амма Пәрвәрдигардин бу тоғрилиқ һечнемә соримиди. | |
Josh | UyCyr | 9:15 | Шуниң билән Йошува Гибъон шәһиридә яшайдиған бу хивлар билән течлиқ келишими түзди вә уларниң аманлиғиға капаләт бәрди. Исраил җамаитиниң ақсақаллириму бу келишимигә қошулуп қәсәм қилишти. | |
Josh | UyCyr | 9:16 | Гибъонлуқлар билән течлиқ келишими түзүп үч күндин кейин, исраиллар уларниң өзлиригә йеқин йәрдә яшайдиған хошна хәлиқ екәнлигини билип қалди. | |
Josh | UyCyr | 9:17 | Исраиллар буни ениқлаш үчүн йолға чиқип, үч күндә уларниң шәһәрлиригә йетип кәлди. Бу шәһәрләрниң нами Гибъон, Кифира, Бәәрот, Қирят-Йиарим дәп атилатти. | |
Josh | UyCyr | 9:18 | Амма исраиллар бу шәһәрләргә һуҗум қилмиди, чүнки исраил җамаитиниң ақсақаллири Пәрвәрдигар — исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаниң алдида қәсәм беришкән еди. Исраил хәлқи өз ақсақаллириниң қәсәм беришкәнлигидин нарази болушти. | |
Josh | UyCyr | 9:19 | Бирақ ақсақаллар уларға чүшәндүрүп: — Биз Пәрвәрдигар — исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаниң алдида қәсәм ичкән, уларға зиянкәшлик қилсақ болмайду! | |
Josh | UyCyr | 9:20 | Мәйли улар яшавәрсун. Уларни өлтүрүп, қәсимимизни бузсақ, Пәрвәрдигар бизгә ғәзәплиниду. | |
Josh | UyCyr | 9:21 | Шуңа уларни һаят қалдурайли, — деди. Шундақ қилип, ақсақаллар гибъонлуқларни исраилларниң отун, сулирини тошуйдиған ишларни қилишқа буйриди. | |
Josh | UyCyr | 9:22 | Йошува гибъонлуқларни жиғип, уларға: — Силәр бизгә хошна туруп, немә үчүн бизни алдап: «Биз силәрдин жирақ йәрдә яшаймиз», дедиңлар? | |
Josh | UyCyr | 9:23 | Силәр ләнәткә қалисиләр! Силәр һазирдин башлап Худаниң ибадәтгаһиниң отун вә сүйини тошуйдиған қул болисиләр, — деди. | |
Josh | UyCyr | 9:24 | Улар җавап берип: — Чүнки биз қуллириңиз, Пәрвәрдигариңлар Худаниң Өз хизмәткари Мусаға әмир қилип, пүткүл зиминни силәргә ата қилғанлиғини, силәрниң шу зиминларда яшаватқан барлиқ хәлиқләрни йоқитидиғанлиғиңларни аңлидуқ. Биз өлүп кетиштин қаттиқ қорқтуқ. Мана бу бизниң немә үчүн силәрни алдиғанлиғимизниң сәвәвидур. | |
Josh | UyCyr | 9:25 | Һазир биз силәрниң алдиңларда туруптуқ. Бизни қандақ бир тәрәп қилишни тоғра тапсаңлар, шундақ қилиңлар, — дейишти. | |
Chapter 10
Josh | UyCyr | 10:1 | Йерусалимниң падишаси Адони-Зидик Йошуваниң Ериха шәһирини вәйран қилип, падишасини өлтүргәнлигини вә шуниңға охшаш, Ай шәһириниму тәл-төкүз вәйран қилип, падишасини өлтүргәнлигини аңлиди. У йәнә гибъонлуқларниң исраиллар билән течлиқ келишими түзүп, исраиллар арисида яшаватқанлиғини аңлиди. | |
Josh | UyCyr | 10:2 | Падиша Адони-Зидик бу ишларни аңлап, интайин қорқти. Чүнки Гибъон шәһири Ай шәһиридинму чоң болуп, падишаси бар бирнәччә шәһәргә тәң еди. Адәмлириму батур еди. | |
Josh | UyCyr | 10:3 | Йерусалимниң падишаси Адони-Зидик, Һиброн падишаси Һоһам, Ярмут падишаси Пиръам, Лакиш падишаси Яфия вә Әглон падишаси Дибирға әлчи әвәтип, уларға мундақ деди: | |
Josh | UyCyr | 10:4 | — Силәр келип Гибъон шәһиригә һуҗум қилишимға ярдәм бериңлар. Чүнки улар Йошува вә исраиллар билән течлиқ келишими түзүшүпту. | |
Josh | UyCyr | 10:5 | Шуниң билән аморларниң бәш падишаси — Йерусалим падишаси, Һиброн падишаси, Ярмут падишаси, Лакиш падишаси вә Әглон падишаси бирлишип қошунлирини елип, Гибъонға атланди. Улар Гибъонни қоршап һуҗум қилди. | |
Josh | UyCyr | 10:6 | Гибъонлуқлар Гилгалдики Йошуваниң қараргаһиға җиддий адәм әвәтип, Йошувадин: «Тағлиқ районлардики аморларниң падишалири бирлишип бизгә һуҗум қилди, тезликтә келип бизгә ярдәм бериңлар, бизни қутқузувелиңлар, биз қуллириңизни ташлап қоймаңлар!» дәп өтүнүп сорашти. | |
Josh | UyCyr | 10:7 | Йошува әң чәбдәс батурларни өз ичигә алған барлиқ қошунни башлап, Гилгалдин қозғилип Гибъонға қарап йолға чиқти. | |
Josh | UyCyr | 10:8 | Бу чағда Пәрвәрдигар Йошуваға: — Улардин қорқма, чүнки Мән уларни сениң қолуңға тапшурғанмән. Улардин һечким саңа қарши туралмайду, — деди. | |
Josh | UyCyr | 10:9 | Йошува Гилгалдин чиқип, кечичә тохтимай жүрүш қилип, аморлар қошуниға туюқсиз һуҗум қилди. | |
Josh | UyCyr | 10:10 | Пәрвәрдигар аморлар қошунини патипарақчилиққа чүширип қойди. Исраиллар қошуни аморларниң көп қисмини Гибъонда қирип ташлиди һәм дүшмән қошунини Бәйт-Хорон шәһиригичә қоғлап, йол бойи қирип меңип, Азеқа шәһири вә Маққеда шәһиригә барғичә йәнә бир қисмини қирип ташлиди. | |
Josh | UyCyr | 10:11 | Аморларниң қалған қошуни Бәйт-Хорон шәһиригә йеқин болған даванға қечип Азеқа шәһиригә барғичә, Пәрвәрдигар йол бойи асмандин шиддәтлик мөлдүр яғдуруп, уларниң йәнә бир қисмини йоқатти. Шиддәтлик мөлдүрдә өлгәнләр Исраилларниң қиличида өлгәнләрдинму көп болди. | |
Josh | UyCyr | 10:12 | Пәрвәрдигар исраилларға ғалибә ата қилип, аморларни мәғлуп қилған күни Йошува исраил хәлқиниң алдида Пәрвәрдигарға: «Қуяш Гибъон асминида тохтап турсун, ай Айялон җилғисида тохтап турсун», дәп дуа қилған еди. | |
Josh | UyCyr | 10:13 | Шуниң билән исраиллар дүшминини мәғлуп қилғичә, қуяш билән ай өз җайида тохтап турди. Қуяшниң тәхминән пүтүн бир күн олтармай, асманниң нәқ оттурисида тохтап турғанлиғи тоғрисидики бу вақиә «Яшар» дегән китапта тилға елинған әмәсму! | |
Josh | UyCyr | 10:14 | Пәрвәрдигарниң Йошуваниң дуасини иҗавәт қилип бәргәнлигигә охшаш бундақ иш униңдин бурунму вә униңдин кейинму болуп бақмиди. Шу күни Пәрвәрдигар һәқиқәтән исраиллар үчүн җәң қилған еди. | |
Josh | UyCyr | 10:15 | Уруштин кейин Йошува билән исраилларниң пүтүн қошуни өзлириниң Гилгалдики қараргаһиға қайтишти. | |
Josh | UyCyr | 10:16 | Урушта аморларниң бәш падишаси қечип кетип, Маққедадики бир өңкүргә йошурунувалған еди. | |
Josh | UyCyr | 10:17 | Йошува аморларниң бәш падишасиниң Маққедадики бир өңкүргә йошурунувалған йеридин тепилғанлиғини аңлап, | |
Josh | UyCyr | 10:18 | қошунлириға: — Бирнәччә адәм қорам ташлар билән өңкүрниң ағзини етип қоюп, у йәрни күзәт қилсун. | |
Josh | UyCyr | 10:19 | Қалғанлириңлар қачқан дүшмәнниң арқисидин давамлиқ қоғлап һуҗум қилиңлар. Уларниң өз шәһәрлиригә киривелишиға йол қоймаңлар. Пәрвәрдигариңлар Худа уларни қолуңларға тапшуруп бериду, — дәп буйруқ қилди. | |
Josh | UyCyr | 10:20 | Йошува вә исраил қошуни уларниң һәммисини дегидәк йоқатти. Аз бир қисми сепиллири мустәһкәм шәһәрләргә қечип киривалди. | |
Josh | UyCyr | 10:21 | Исраил қошуни Маққедадики қараргаһиға, йәни Йошуваниң йениға сақ-саламәт қайтип кәлди. Шуниңдин етиварән һечким исраилларға қарши бир еғиз гәп қилишқиму петиналмиди. | |
Josh | UyCyr | 10:22 | Йошува адәмлиригә буйруп: — Өңкүрниң еғизини ечип, бәш падишани елип келиңлар! — деди. | |
Josh | UyCyr | 10:23 | Улар Йерусалим падишаси Һиброн падишаси, Ярмут падишаси, Лакиш падишаси вә Әглон падишасини елип кәлди. | |
Josh | UyCyr | 10:24 | Улар елип келингәндә, Йошува барлиқ исраил қошунини жиғип, уларниң ләшкәр башлириға: — Бу падишаларниң бойниға дәссәңлар! — деди. Ләшкәр башлири униң дегинидәк қилишти. | |
Josh | UyCyr | 10:25 | Йошува қошунлириға: — Һәргиз қорқмаңлар һәм һодуқмаңлар! Қәйсәр вә җасарәтлик болуңлар! Пәрвәрдигар силәргә қарши чиқмақчи болған барлиқ дүшмәнлириңларниму мошундақ күнгә қойиду, — деди. | |
Josh | UyCyr | 10:26 | Кейин Йошува бәш падишани өлтүрүп, уларни бәш дәрәқкә есип қоюшқа буйруқ қилди. Кәч киргичә бу җәсәтләр дәрәқтә есиқлиқ турди. | |
Josh | UyCyr | 10:27 | Күн патқанда Йошува падишаларниң җәсидини дәрәқтин чүширип, уларни өзлири йошурунувалған өңкүргә ташлап, өңкүрниң еғизини қорам ташлар билән етиветишкә буйруди. Бу ташлар һазирму шу йәрдә бар. | |
Josh | UyCyr | 10:28 | Шу вақитта Йошува Маққеда шәһирини егиләп, бу шәһәрниң падишаси вә барлиқ адәмлирини бирниму тирик қалдурмай, қилич билән һәммисини тәл-төкүз йоқатти. Улар бу шәһәрниң падишасиниму Ериха шәһириниң падишасини өлтүргәнгә охшаш өлтүрди. | |
Josh | UyCyr | 10:30 | Пәрвәрдигар Либнаһ шәһириниң падишасини вә униң барлиқ адәмлирини исраилларниң қолиға чүширип бәрди. Исраиллар бу шәһәрниң барлиқ адәмлирини бирниму тирик қалдурмай қилич билән һәммисини тәл-төкүз қирип ташлиди. Улар бу шәһәрниң падишасиниму худди Ериха шәһириниң падишасини өлтүргәнгә охшаш өлтүрди. | |
Josh | UyCyr | 10:31 | Кейин Йошува исраил қошунини башлап Либнаһдин чиқип, Лакиш шәһиригә жүрүш қилди. Улар шәһәрни қоршап һуҗум башлиди. | |
Josh | UyCyr | 10:32 | Иккинчи күни Пәрвәрдигар Лакиш шәһирини исраилларниң қолиға чүширип бәрди. Исраиллар Либнаһ шәһиригә охшаш, бу шәһәрниң барлиқ адәмлириниму қилич билән қирип ташлиди. | |
Josh | UyCyr | 10:33 | Бу чағда Гәзәрниң падишаси Һорам қошун башлап, шәһәрдикиләргә ярдәмгә кәлгән еди. Амма Йошува Һорам падиша вә униң қошуниниму қирип ташлап, һечкимни тирик қалдурмиди. | |
Josh | UyCyr | 10:34 | Йошува барлиқ исраил қошунини башлап, Лакиштин чиқип, Әглон шәһиригә жүрүш қилди. Улар шәһәрни қоршап һуҗум башлиди. | |
Josh | UyCyr | 10:35 | Шу күни исраиллар бу шәһәрни егиләп, барлиқ хәлиқни қилич билән қирип ташлиди. Улар Лакиштикигә охшаш, бу шәһәрниң барлиқ адәмлириниму тәл-төкүз йоқатти. | |
Josh | UyCyr | 10:36 | Йошува исраил қошунини башлап, Әглондин Һиброн шәһиригә жүрүш қилип, бу шәһәргә һуҗум қилди. | |
Josh | UyCyr | 10:37 | Улар бу шәһәрниму егиләп, барлиқ адәмлирини қилич билән қирип ташлиди, падишасиниму өлтүрди, һечким тирик қалмиди. Улар шәһәр әтрапидики йезилардики адәмләрниму тирик қоймиди. Улар худди Әглонда қилғанға охшаш, бу шәһәрниң адәмлириниму тәл-төкүз йоқатти. | |
Josh | UyCyr | 10:38 | Кейин Йошува йәнә исраил қошунини башлап кәйнигә йенип, Дибир шәһиригә һуҗум қилди. | |
Josh | UyCyr | 10:39 | Исраиллар бу шәһәрни егиләп, униң падишасини тутуп бу шәһәрниң әтрапидики йезиларниму қошуп егилиди. Улар падишани вә барлиқ адәмлирини қилич билән тәл-төкүз қирип ташлап, һечкимни тирик қалдурмиди. Улар Һиброн, Либнаһ вә уларниң падишалирини қандақ қилған болса, Дибирниму худди шуниңға охшаш қилди. | |
Josh | UyCyr | 10:40 | Шундақ қилип, Йошува җәнуптики барлиқ зиминни, йәни тағлиқ районларни, Нәгеб чөллүгини, ғәрбий идирлиқларни вә тағ бағирлирини өз ичигә алған барлиқ зиминларниң падишалирини хәлқи билән қошуп бойсундурди. Улар Пәрвәрдигар — өзлири етиқат қилип кәлгән Худаниң буйруғи бойичә бу зиминлардики барлиқ хәлиқни тәл-төкүз қирип ташлап, һечкимни тирик қалдурмиди. | |
Josh | UyCyr | 10:41 | Йошува Кадеш-Барнея шәһири билән Газа шәһириниң оттурисидики зиминларни вә Гошәнгә тәвә болған зиминлардин тартип Гибъон шәһиригичә болған пүткүл зиминни бойсундурди. | |
Josh | UyCyr | 10:42 | Йошува бу бир қетимлиқ жүрүшидә у йәрләрдики падишаларни бойсундуруп, барлиқ зиминни егилиди. Чүнки Пәрвәрдигар — исраиллар етиқат қилип кәлгән Худа исраиллар үчүн җәң қилған еди. | |
Chapter 11
Josh | UyCyr | 11:1 | Хазор падишаси Ябин бу ишларни аңлиған һаман, әтраптики падишаларға, йәни Мадон падишаси Йобабқа, Шимрон падишаси вә Акшаф падишасиға, | |
Josh | UyCyr | 11:2 | шималий тағлиқ районлардики падишаларға йәнә Җәлилийә көлиниң җәнуп тәрипигә җайлашқан Араба районидики падишаларға, ғәрбий идирлиқлардики падишаларға, ғәрип тәрәпкә җайлашқан Нафот-Дор зиминидики падишаларға, | |
Josh | UyCyr | 11:3 | ғәрбий Қанан вә шәрқий Қанан зиминидики падишаларға, Амор падишалириға, хитлар, пәриззиләр, тағлиқ районлардики йибуслар вә Мизпаһ зиминиға қарашлиқ Хәрмон тағ етәклиридики шәһәрләрдә яшайдиған хивларға хәвәр әвәтти. | |
Josh | UyCyr | 11:4 | Бу падишалар барлиқ қошунлирини башлап кәлди. Уларниң қошунлири сан-санақсиз болуп, худди деңиз бойидики қумдәк көп еди. Уларниң нурғун ат вә җәң һарвулири бар еди. | |
Josh | UyCyr | 11:5 | Бу падишалар бирлишип, исраиллар билән уруш қилиш үчүн қошунлирини башлап, Мером йенидики су бойлириға баргаһ қурди. | |
Josh | UyCyr | 11:6 | Пәрвәрдигар Йошуваға йәнә мундақ деди: — Улардин қорқма, Мән әтә мошу вақитқичә уларниң һәммисиниң җәсидини силәргә тапшуруп беримән. Сән уларниң атлириниң сиңирини кесивәт, җәң һарвулирини көйдүрүп ташла. | |
Josh | UyCyr | 11:7 | Шуниң билән Йошува барлиқ қошунни башлап Мером йенидики су бойлириға җайлашқан дүшмәнләрниң үстигә туюқсиз бесип келип, һуҗум қилди. | |
Josh | UyCyr | 11:8 | Пәрвәрдигар дүшмәнләрни исраилларниң қолиға чүширип бәрди. Исраиллар уларни бүйүк Сидон шәһири вә Мисрефот-Майимғичә, шундақла Мизпаһ җилғисиниң шәрқиғичә қоғлап берип, бирму адәмни тирик қалдурмиди. | |
Josh | UyCyr | 11:9 | Йошува Пәрвәрдигарниң буйруғинидәк, уларниң атлириниң сиңирини кесиветип, җәң һарвулирини көйдүрүп ташлиди. | |
Josh | UyCyr | 11:10 | Йошува қошунини башлап кәйнигә қайтип, Хазор шәһирини егилиди вә падишасини қилич билән өлтүрди. Хазор падишаси шу чағда шу җайдики барлиқ падишалиқларни башқуратти. | |
Josh | UyCyr | 11:11 | Исраиллар Хазор шәһиридики барлиқ адәмләрни қилич билән тәл-төкүз йоқитип, һечқандақ тирик җан қалдурмиди, шәһәрниму көйдүрүп ташлиди. | |
Josh | UyCyr | 11:12 | Йошува Пәрвәрдигарниң хизмәткари Муса пәйғәмбәрниң буйруғини бойичә, шималдики барлиқ шәһәрләрни егиләп, уларниң падишалирини тәл-төкүз өлтүрди. Бу шәһәрләрдики барлиқ адәмләрни қилич билән қирғин қилди. | |
Josh | UyCyr | 11:14 | Исраиллар бу шәһәрләрдики уруш олҗилири вә мал-чарвиларни өзлиригә қалдуруп, барлиқ адәмләрни қилич билән қирип ташлап, һечкимни тирик қалдурмиди. | |
Josh | UyCyr | 11:15 | Бу ишларни Пәрвәрдигарниң хизмәткари Муса пәйғәмбәр Пәрвәрдигарниң буйруғини бойичә Йошуваға тапшурған еди. Йошува Пәрвәрдигарниң Муса пәйғәмбәргә буйруғанлирини бирниму қалдурмай бәҗа кәлтүрди. | |
Josh | UyCyr | 11:16 | Йошува барлиқ зиминни — шималий тағлиқ районлар, пүткүл Нәгеб чөллүги, пүткүл Гошән зимини, ғәриптики идирлиқлар, Араба райони, Җәлилийәдики тағлиқ районлар вә идирлиқларни бойсундурди. | |
Josh | UyCyr | 11:17 | Исраилларниң зимини җәнупта Сәирниң йенидики Халақ теғидин башлинип, шималда Ливан җилғисиниң Хәрмон теғи бағридики Баалгад шәһиригичә кәңәйди. Йошува бу зиминлардики барлиқ падишаларни йоқатти. | |
Josh | UyCyr | 11:19 | Бу зиминларда яшайдиған Гибъондики хивлардин башқа һечким исраиллар билән течлиқ келишими түзмигән еди, шуңа исраиллар уларниң шәһәрлириниң һәммисини егилиди. | |
Josh | UyCyr | 11:20 | Пәрвәрдигар бу падишаларни җаһил қилип қойған еди. Шуңа улар исраиллар билән уруш қилишти. Пәрвәрдигарниң Муса пәйғәмбәргә буйруғини бойичә исраиллар уларниң һәммисини рәһим қилмай тәл-төкүз йоқатти. | |
Josh | UyCyr | 11:21 | Бу чағда Йошува тағлиқ районларда яшаватқан анақларни йоқатти. Улар Һиброн, Дибир, Анаб шәһәрлиридә һәм җәнуп вә шималдики пүтүн тағлиқ районларда яшатти. Йошува уларни шәһәрлири билән тәл-төкүз йоқатти. | |
Josh | UyCyr | 11:22 | Исраилларниң зимини ичидә анақларниң әвлатлиридин һечким қалмиди. Бирақ улардин азғина бир қисми Газа, Гат, вә Ашдод шәһәрлиридә қелип қалди. | |
Chapter 12
Josh | UyCyr | 12:1 | Исраиллар аллибурун Иордан дәриясиниң шәрқидики падишаларни мәғлуп қилип, зиминини ишғал қилған еди. Бу падишаларниң зимини җәнупта Арнон җилғисидин тартип, шималда Хәрмон теғиғичә кәңәйгән еди. Бу Иордан дәриясиниң шәрқидики Араба райониниму өз ичигә алатти. | |
Josh | UyCyr | 12:2 | Исраиллар алди билән Хәшбон шәһиридики аморларниң падишаси Сихонни мәғлуп қилған еди. Униң зимини Арнон җилғисиниң қирғиғиға җайлашқан Ароер шәһирини өз ичигә алған болуп, Арнон җилғисиниң оттурисидин тартип, аммонларға чегарилинидиған Яббоқ җилғисиғичә еди. Бу зимин Гилъад зимининиң җәнубий йеримини өз ичигә алатти. | |
Josh | UyCyr | 12:3 | Сихон падиша шәриқтә Араба райониға, йәни Бәйт-Йишимотқа баридиған йолни вә җәнупқа созулған Писгаһ теғиниң етигини өз ичигә алған шималниң әң четидики Җәлилийә көлидин тартип, җәнупниң әң четидики Өлүк деңизи, йәни Туз деңизиғичә болған районларға һөкүмранлиқ қилатти. | |
Josh | UyCyr | 12:4 | Мәғлуп болған Башан падишаси Ог Аштарот вә Әдрәи шәһәрлиридә яшатти. У рафаһларниң қалғанлиридин бири еди. | |
Josh | UyCyr | 12:5 | У шималда Хәрмон теғидин тартип, Салкаһ шәһиригичә болған зиминларға, ғәриптә пүткүл Башан зиминидин тартип Гишур вә Мааканиң чегарилириғичә һәм Гилъадниң шималий йеримидин тартип хәшбонлуқ Сихон падишаниң чегарисиғичә һөкүмранлиқ қилатти. | |
Josh | UyCyr | 12:6 | Илгири Пәрвәрдигарниң хизмәткари Муса вә исраиллар бу падишаларни мәғлуп қилған еди. Муса пәйғәмбәр бу зиминларни Рубен, Гад қәбилилиригә вә Манассә қәбилисиниң шәрқий йеримиға егидарчилиқ қилишқа бөлүп бәргән еди. | |
Josh | UyCyr | 12:7 | Йошува вә исраиллар Иордан дәриясиниң ғәрбигә җайлашқан Ливан җилғисидики Баалгад дегән җайдин Халақ теғиғичә, һәтта Сәиргичә болған зиминдики падишаларни мәғлуп қилди. У бу зиминларни исраилларниң қәбилилиригә егидарчилиқ қилишқа бөлүп бәргән еди. | |
Josh | UyCyr | 12:8 | Бу зиминлар тағлиқ районларни, ғәрбий идирлиқларни, Араба райони вә тағ бағрилирини һәм чөл-баяванларни вә җәнубий Нәгеб чөллүгини өз ичигә алиду. Бу зиминларда хитлар, аморлар, қананлар, пәриззиләр, хивлар вә йибуслар яшиған. Төвәндикиләр исраиллар мәғлуп қилған падишалар: | |
Chapter 13
Josh | UyCyr | 13:1 | Йошуваниң йеши йетип, қерип қалған еди. Пәрвәрдигар униңға мундақ деди: — Сениң йешиң йетип, қерип қалдиң. Сән техи бойсундурушқа тегишлик йәнә көп зиминлар бар. | |
Josh | UyCyr | 13:2 | Силәрниң бойсундурушуңларға тегишлик болған зиминлар йәнә бар, йәни филистийәликләрниң зимини вә гишурларниң барлиқ зиминидур. | |
Josh | UyCyr | 13:3 | Бу зиминлар Мисирниң шәрқидики Шихор дәриясидин тартип шималдики Әқрон шәһириниң чегарисиғичә созулиду (бу зиминлар қананларниң зимини дәп қарилиду). Буниң ичидә Газа, Ашдод, Ашқилон, Гат вә Әқрон қатарлиқ шәһәрләргә филистийәлик бәш һөкүмдар һөкүмранлиқ қилиду. Йәнә җәнуптики аввим хәлқиниң зиминиму шуниң ичидә. | |
Josh | UyCyr | 13:4 | Силәр қананларниң шималдики пүткүл зиминини, шундақла сидонлуқлар тәвәлигидики Миарадин тартип, аморлар зиминиға чегаридаш Афеқ шәһиригичә болған зиминларниму егилишиңлар керәк. | |
Josh | UyCyr | 13:5 | Йәнә Гибал хәлқиниң зиминини, Хәрмон тағлириниң етигигә җайлашқан Баалгад шәһиридин тартип, Либо-Һамат шәһиригичә болған Ливан тағлириниң шәрқидики зиминларни | |
Josh | UyCyr | 13:6 | вә йәнә Ливан тағлиридин Мисрефот-Майимғичә болған зиминни, йәни сидонлуқларниң пүткүл зиминлирини егилишиңлар керәк. Мән бу зиминлардики хәлиқләрни исраил хәлқиниң көз алдида қоғлап чиқиримән. Сән пәқәт Мениң буйруғум бойичә бу зиминларни исраил хәлқиниң егидарчилиқ қилишиға тәхсим қилип бәргин. | |
Josh | UyCyr | 13:7 | Йәни сән бу зиминларни тоққуз исраил қәбилиси билән Манассә қәбилисиниң ғәрбий йеримиға тәхсим қилип бәргин. | |
Josh | UyCyr | 13:8 | Пәрвәрдигарниң хизмәткари Муса пәйғәмбәр Иордан дәриясиниң шәрқий қирғиғидики зиминларни аллиқачан Манассә қәбилисиниң шәрқий йеримиға вә Рубен, Гад қәбилилириниң егидарчилиқ қилишиға тәхсим қилип бәргән еди. | |
Josh | UyCyr | 13:9 | Уларниң зимини Арнон җилғисиниң Ароер шәһиридин башлинип, бу җилғиниң оттурисидики шәһәрни өз ичигә алған һалда Медиба шәһири орунлашқан пүтүн егизликтин һалқип, Дибон шәһиригичә созулған. | |
Josh | UyCyr | 13:10 | Бу зиминлар йәнә әң шәриқтики аммонларниң чегарисиға туташқан болуп, Сихон падишалиғиниң барлиқ шәһәрлири, аморлар падишаси һөкүмранлиқ қилған Хәшбон шәһәрлирини өз ичигә алған. | |
Josh | UyCyr | 13:11 | У йәнә Гилъад, Гишур вә маакалиқларниң зиминлирини, Хәрмон теғи, шундақла Башанниң Салкаһ шәһиригичә болған пүткүл зиминларни өз ичигә алиду, | |
Josh | UyCyr | 13:12 | йәни Башан зиминидики Аштарот вә Әдрәи шәһиридә һөкүмранлиқ қилған Ог падишаниң барлиқ зиминини өз ичигә алиду. Падиша Ог рафаһларниң әң ахирқи әвлади еди. Муса пәйғәмбәр уларни мәғлуп қилип, бу зиминлардин қоғлап чиқарған еди. | |
Josh | UyCyr | 13:13 | Амма исраил хәлқи Гишур вә Маака хәлқини бу зиминдин қоғлимиди, шуңа улар һазирғичә исраил хәлқи арисида давамлиқ яшап кәлмәктә. | |
Josh | UyCyr | 13:14 | Муса пәйғәмбәр Пәрвәрдигарниң дегини бойичә пәқәт Лавий қәбилисигила һечқандақ зимин тәхсим қилмиди. Чүнки Пәрвәрдигарға, йәни исраил хәлқи етиқат қилип кәлгән Худаға қилинған қурванлиқлар уларниң зимини орнида тәхсим қилинған несивиси еди. | |
Josh | UyCyr | 13:16 | Уларниң зимини Арнон җилғисиниң четидики Ароер шәһиридин башлинип, бу җилғиниң оттурисидики шәһәрни өз ичигә алған һалда Медиба шәһири орунлашқан пүтүн егизликкә созулған. | |
Josh | UyCyr | 13:17 | У йәнә Хәшбон шәһири вә шу егизликтики барлиқ шәһәрләрни — Дибон, Бамот-Баал, Бәйт-Баалмион, | |
Josh | UyCyr | 13:21 | Бу зиминлар йәнә шу егизликтики барлиқ шәһәрләр вә аморларниң падишаси Сихон Хәшбон шәһиридә туруп һөкүмранлиқ қилған барлиқ зиминларни өз ичигә алиду. Муса пәйғәмбәр аморларниң падишаси Сихонни Әви, Рәқәм, Зур, Хур, Рәба қатарлиқ мидян хәлқиниң қәбилә башлиқлири билән биллә мәғлуп қилған. Бу қәбилә башлиқлири Сихон падишаниң қол астида болуп, шу зиминда яшатти. | |
Josh | UyCyr | 13:23 | Иордан дәрияси Рубен қәбилисиниң зимининиң ғәрбий чегариси болди. Бу зиминдики шәһәр вә йезилар Рубен қәбилисигә җамаәтләр бойичә тәхсим қилип берилгән еди. | |
Josh | UyCyr | 13:25 | Уларниң зимини Язер, Гилъадниң барлиқ шәһәрлири вә Раббаһ шәһириниң йенидики Ароер шәһиригичә болған Аммон зимининиң йеримини өз ичигә алиду. | |
Josh | UyCyr | 13:26 | Бу зиминлар йәнә җәнупта Хәшбон шәһиридин тартип, Рамот-Мизпәһ вә Битоним шәһиригичә, шималда Маханайим шәһиридин тартип Дибир зиминигичә, | |
Josh | UyCyr | 13:27 | Иордан вадисида Бәйт-Һарам, Бәйт-Нимраһ, Суккот, Зафон шәһири, шундақла Сихон падиша Хәшбонда туруп һөкүмранлиқ қилған башқа зиминларниму өз ичигә алиду. Ғәрбий чегариси Иордан дәриясини бойлап, шималда Җәлилийә көлиниң айиғиғичә созулуп, кейин шәриққә қайрилиду. | |
Josh | UyCyr | 13:28 | Бу зиминлардики шәһәр вә әтраптики йезилар Гад қәбилисигә җамаәтләр бойичә тәхсим қилип берилгән еди. | |
Josh | UyCyr | 13:29 | Муса пәйғәмбәр Манассә қәбилисиниң шәрқий йеримиға уларниң җамаити бойичә зимин тәхсим қилип бәргән. | |
Josh | UyCyr | 13:30 | Бу зиминлар Маханайим шәһиридин шималға созулған болуп, Башан зимини (Ог падиша бурун һөкүмранлиқ қилған зимин) вә Яирниң егидарлиғидики 60 йезини | |
Josh | UyCyr | 13:31 | вә йәнә Гилъад зимининиң йерими вә Башан зиминидики Ог падишаниң пайтәхти болған Аштарот вә Әдрәи шәһәрлирини өз ичигә алиду. Бу зиминлар Манассәниң оғли Макир әвладиниң йеримиға җамаәт бойичә тәхсим қилип берилгән. | |
Josh | UyCyr | 13:32 | Иордан дәриясиниң шәрқигә вә Ериха шәһириниң удулиға җайлашқан Моаб түзләңлигигә тәвә болған бу зиминлар Муса пәйғәмбәр тәрипидин тәхсим қилип берилгән зиминлардур. | |
Chapter 14
Josh | UyCyr | 14:1 | Исраил хәлқиниң қалған қәбилилири роһаний Әлъазар, Нунниң оғли Йошува вә қәбилә ақсақаллириниң тәхсим қилип бериши билән Қанан зиминиға егә болди. | |
Josh | UyCyr | 14:2 | Йәни бу зиминлар Пәрвәрдигарниң Муса пәйғәмбәргә буйруғини бойичә чәк ташлап, тоққуз йерим қәбилигә тәхсим қилинип берилди. | |
Josh | UyCyr | 14:3 | Муса пәйғәмбәр икки қәбилә вә йәнә бир қәбилиниң йеримиға Иордан дәриясиниң шәрқидики зиминларни тәхсим қилған, амма Лавий қәбилисигә зимин тәхсим қилип бәрмигән еди. | |
Josh | UyCyr | 14:4 | Йүсүпниң әвлатлири Манассә вә Әфрайим дәп икки қәбилигә айрилатти. Лавий қәбилисигә һечқандақ зимин тәхсим қилип берилмигән еди. Уларға пәқәт яшиши үчүн әтрапида мал-чарва бақидиған отлақлири болған шәһәрләр берилгән еди. | |
Josh | UyCyr | 14:5 | Шуниң билән исраиллар бу зиминларни Пәрвәрдигарниң Муса пәйғәмбәргә буйруғини бойичә бөлүшүвалди. | |
Josh | UyCyr | 14:6 | Исраиллар Гилгалда қараргаһ қуруп туруватқан чағда, Йәһуда қәбилисиниң бир қисим адәмлири Йошуваниң алдиға кирип келишти. Қеназ җамаитидин болған Йифуннәниң оғли Калиб Йошуваға мундақ деди: — Кадеш-Барнеяда Пәрвәрдигар Өзиниң йеқин адими Муса пәйғәмбәргә сән вә мән тоғрилиқ немиләрни дегәнлигини сән билисән. | |
Josh | UyCyr | 14:7 | Пәрвәрдигарниң хизмәткари Муса мени биз баридиған зиминларни чарлап келишкә әвәткән еди. Шу чағда мән қириқ яшта едим. Мән қайтип кәлгәндин кейин, Муса пәйғәмбәргә шу зиминларда көргәнлиримни әйнән ейттим. | |
Josh | UyCyr | 14:8 | Мән билән биллә барған һәмралирим «У зиминдикиләр вәһший екән!» дәп исраилларни вәһимигә селип қойған еди, лекин мән иккиләнмәй, Пәрвәрдигарим Худаниң бизни қоғдайдиғанлиғиға чин қәлбим билән ишәндим. | |
Josh | UyCyr | 14:9 | Шу чағда Муса пәйғәмбәр: «Сениң қәдимиң йәткән йәрләрниң һәммиси мәңгү саңа вә сениң әвлатлириңға тәвә болсун, чүнки сән Пәрвәрдигаримизға садиқлиқ билән бойсундуң», дәп қәсәм бәргән. | |
Josh | UyCyr | 14:10 | Маңа қара, Пәрвәрдигар вәдә бәргинидәк, У мениң һаятимни сақлап қалди, шуңа мән һазирға қәдәр яшап кәлдим. Пәрвәрдигар Муса пәйғәмбәргә вәдә бәргәндин тартип һазирғичә 45 жил өтүп кәтти. У вақитта исраил хәлқи чөл-баяванларда сәргәрдан болуп жүрүватқан еди. Маңа қара, мән һазир 85 яшқа кирдим. | |
Josh | UyCyr | 14:11 | Мән һазирму Муса пәйғәмбәр мени чарлашқа әвәткән чағдикидәк тимән туруптимән, һазирму шу чағдикидәк уруш вә башқа һәммә ишларни қилалаймән. | |
Josh | UyCyr | 14:12 | Пәрвәрдигарниң шу чағда вәдә қилғини бойичә бу тағлиқ районларни маңа бәргин. Анақ қәбилилириниң һелиму шу зиминларда яшаватқанлиғини билисән, уларниң шәһәрлири чоң һәм мустәһкәм. Пәрвәрдигар мән билән биргә болса, Пәрвәрдигарниң вәдә бәргини бойичә мән уларни қоғлап чиқирай. | |
Josh | UyCyr | 14:13 | Йошува Йифуннәниң оғли Калибниң бу сөзлирини аңлап, Пәрвәрдигардин Калибқа бәхит тилиди вә Һиброн шәһирини униңға тәхсим қилип бәрди. | |
Josh | UyCyr | 14:14 | Шуниң билән Һиброн шәһири һазирға қәдәр Қеназ қәбилисидин болған Йифуннәниң оғли Калибниң егидарчилиғида туруватиду. Чүнки у Пәрвәрдигарға, йәни исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаға садиқлиқ билән бойсунған еди. | |
Chapter 15
Josh | UyCyr | 15:1 | Йәһуда қәбилисигә җамаәтләр бойичә зимин тәхсим қилип берилгән болуп, бу зиминларниң әң җәнуптики чегариси Идом чегарасидики Зин чөлиниң четигичә тутушатти. | |
Josh | UyCyr | 15:3 | Чаян давинидин җәнупқа меңип, Зин чөлидин өтүп, Кадеш-Барнея шәһириниң җәнубидин Хәзрон шәһиригә созулиду. Кейин Аддар шәһиридин өтүп, у йәрдин Қарқа шәһиригә қайрилиду. | |
Josh | UyCyr | 15:4 | Бу чегара йәнә Азмон шәһирини кесип өтүп, ахирида Мисир чегарисидики дәрияни бойлап Оттура деңизғичә тутушиду. Бу Йәһуда қәбилисиниң җәнубий чагарисидур. | |
Josh | UyCyr | 15:5 | Уларниң шәрқий чегариси Туз деңизини бойлап, Иордан дәриясидин Туз деңизиниң қуюлуш еғизиғичә бариду. Шималий чегариси болса Иордан дәриясиниң Туз деңизиға қуюлуш еғизидин башлинип, | |
Josh | UyCyr | 15:6 | Бәйт-Хогла шәһиригичә созулуп, кейин Бәйт-Араба шәһиридин өтүп, Рубенниң оғли Боһанниң нами билән аталған ташқичә бариду. | |
Josh | UyCyr | 15:7 | Кейин Балаю-апәт җилғисидин өтүп, Дибир шәһиригә берип, у йәрдин шималға бурулуп, Гилгал шәһиригичә бариду. Гилгал шәһири болса җилғиниң җәнубидики Адуммим тағ давинини кесип өтидиған йолниң қарши тәрипидә болуп, бу чегара Еншәмәш булиғиғичә созулуп, Рогел булиғи дегән җайда ахирлишиду. | |
Josh | UyCyr | 15:8 | Кейин йибуслар шәһириниң (Йерусалим шәһири дәпму атилиду) җәнубий тәрипидики Бәнһинном җилғисидин өтүп, Һинном җилғисиниң ғәрбидики идирлиққа, йәни рафаһлар җилғисиниң шимал тәрипиниң ахириғичә бариду. | |
Josh | UyCyr | 15:9 | Бу чегара бу идирлиқтин йәнә Нәфтовах булиғиғичә созулуп, кейин Әфрон теғидики шәһәрләргичә бариду. У йәрдин йәнә қайрилип, Қирят-Йиарим дәп атилидиған Баала шәһиригә тутушиду. | |
Josh | UyCyr | 15:10 | У йәнә Баала шәһиридин ғәриптики Сәир теғиға қайрилип, у йәрдин Йиарим, йәни Кисалон теғиниң шималий етигини бойлап, Бәйт-Шәмәш шәһиригә берип, йәнә давамлишип Тимнаһ шәһиригичә созулиду. | |
Josh | UyCyr | 15:11 | У йәнә Әқрон шәһириниң шималидики тағ бағрини бойлап, Шиккарон шәһиригә бурулуп, Баала теғиға берип, Ябниел шәһиридин өтүп, Оттура деңизда ахирлишиду. | |
Josh | UyCyr | 15:12 | Уларниң ғәрбий чегариси Оттура деңизниң қирғақлири еди. Йәһуда қәбилиси вә уларниң җамаәтлириниң чегариси мана шу еди. | |
Josh | UyCyr | 15:13 | Йошува Пәрвәрдигарниң буйруғини бойичә Йәһуда қәбилисиниң Қирят-Арба дегән зиминини Йифуннәниң оғли Калибқа бөлүп бәрди. Бу зимин һазир Һиброн дәп атилиду. Арба болса анақларниң атиси еди. | |
Josh | UyCyr | 15:14 | Калиб бу зиминдин Анақниң үч оғли — Шешай, Ахиман вә Талмайларниң җамаәтлирини қоғлап чиқарди. | |
Josh | UyCyr | 15:15 | Калиб Қирят-Арба зиминидин өтүп, Дибир (илгири Қиръат-Сефәр дәп атилатти) шәһиригә һуҗум қилди. | |
Josh | UyCyr | 15:16 | Йәһуда қәбилисиниң башлиғи Калиб: — Қиръат-Сефәр шәһирини ким алса, қизим Аксаһни шуниңға беримән, — деди. | |
Josh | UyCyr | 15:17 | У шәһәрни Калибниң иниси Қеназниң оғли Отниел алди. Калиб қизи Аксаһни униңға бәрди. | |
Josh | UyCyr | 15:18 | Бир күни Аксаһ атисини йәнә бир парчә йәр беришкә мақул кәлтүрүш үчүн униң алдиға барди. Аксаһ ешәктин чүшүши биләнла атиси униңдин: — Немигә кәлдиң? — дәп сориди. | |
Josh | UyCyr | 15:19 | Аксаһ: — Мән пәқәт бирла нәрсә тәләп қилип кәлдим. Ата, маңа булиғи бар йәрләрдин бәрсиңиз, чүнки маңа бәргән йәрлириңизниң һәммиси җәнубий чөллүктики йәрләр екән, — деди. Шуниң билән Калиб жуқури вә төвәндики булақларни униңға бәрди. | |
Josh | UyCyr | 15:32 | Либаот, Шилхим, Айин вә Риммонлардин ибарәт җәми 29 шәһәр болуп, әтрапидики йезиларму буларниң ичидә. | |
Josh | UyCyr | 15:36 | Шаарайим, Адитайим, Гидера, йәни Гидеротайим қатарлиқ җәми 14 шәһәр болуп, әтрапидики йезиларму буларниң ичидә. | |
Josh | UyCyr | 15:41 | Гидерот, Бәйт-Дагон, Наама, Маққедалардин ибарәт җәми 16 шәһәр вә әтрапидики йезилар | |
Josh | UyCyr | 15:44 | Қийлаһ, Акзиб, Мареша қатарлиқ җәми тоққуз шәһәр болуп, әтрапидики йезиларму буларниң ичидә. | |
Josh | UyCyr | 15:47 | һәм Ашдод, Газа әтрапидики йезилар билән қошулуп, Мисир чегарисидики дәрияға вә Оттура деңиз яқисиға баратти. | |
Josh | UyCyr | 15:54 | Хумтаһ, Қирят-Арба (йәни Һиброн) Зиор қатарлиқ җәми тоққуз шәһәр вә әтрапидики йезилар | |
Josh | UyCyr | 15:57 | Қайин, Гибъаһ вә Тимнаһ қатарлиқ җәми он шәһәр болуп, әтрапидики йезиларму буларниң ичидә. | |
Josh | UyCyr | 15:60 | һәм Қирян-Баал (йәни Қирят-Йиарим), Раббаһ қатарлиқ икки шәһәр болуп, әтрапидики йезиларму буларниң ичидә. | |
Josh | UyCyr | 15:62 | Нибшан, Туз шәһири вә Енгәди қатарлиқ алтә шәһәр болуп, әтрапидики йезиларму буларниң ичидә. | |
Chapter 16
Josh | UyCyr | 16:1 | Йүсүпниң әвлатлириға тәхсим қилип берилгән зиминлар: Бу зиминларниң җәнубий чегариси Иордан дәриясиниң йенидики Ериха шәһиридин, йәни Ериха шәһириниң шәрқидики булақлиқтин башлинип, чөл-баяванларни кесип өтүп, тағлиқ райондики Бәйтәл шәһиригичә созулиду. | |
Josh | UyCyr | 16:2 | Җәнубий чегариси Бәйтәл, йәни Луз шәһиридин башлинип, Атарот шәһиридики аркиларниң зиминиға бариду. | |
Josh | UyCyr | 16:3 | Кейин йәнә ғәрипкә созулуп, яфлетларниң зиминидин өтүп, Астинқи Бәйт-Хорон шәһиригичә берип, у йәрдин йәнә Гәзәр шәһиригичә созулуп, ахири Оттура деңизға берип тохтайду. | |
Josh | UyCyr | 16:4 | Йүсүпниң оғуллири, йәни Әфрайим билән Манассәниң әвлатлири өзлиригә тәхсим қилинған зиминларға егә болди. | |
Josh | UyCyr | 16:5 | Әфрайим қәбилисигә җамаәтләр бойичә берилгән зиминлар: Уларға тәхсим қилинған зиминниң җәнубий чегариси шәриқтә Атрот-Аддар шәһиридин башлинип, Үстүнқи Бәйт-Хорон шәһиригә тутушуп, | |
Josh | UyCyr | 16:6 | Оттура деңизға бариду. Кейин йәнә шималдики Микмитат шәһиридин өтүп, шәриқтики Таанат-Шило шәһиригә берип, Яновах шәһиригә тутушиду. | |
Josh | UyCyr | 16:7 | Кейин йәнә Яновах шәһиридин җәнупқа қайрилип, у йәрдин Атарот, Наара шәһәрлиригичә созулуп, кейин Ериха шәһиригә тутушуп, Иордан дәриясида ахирлишиду. | |
Josh | UyCyr | 16:8 | Бу чегара йәнә Таппувах шәһиридин ғәрипкә созулуп, Қанаһ җилғисини бойлап, Оттура деңизға тутушиду. Мана бу Әфрайим қәбилисигә җамаәтләр бойичә тәхсим қилип берилгән зиминлардур. | |
Josh | UyCyr | 16:9 | Униңдин башқа Манассә қәбилисиниң ғәрбий йеримидикиләргә тәхсим қилинип берилгән зиминлар ичидә, Әфрайим қәбилисигә берилгән шәһәр вә әтрапидики йезиларму бар. | |
Chapter 17
Josh | UyCyr | 17:1 | Йүсүпниң чоң оғлиниң әвлатлиридин болған Манассә қәбилисидикиләргә зимин тәхсим қилип берилди. (Манассәниң чоң оғли Макир Гилъадниң атиси болуп, униң әвлатлири батур җәңчиләрдин болғачқа, Гилъад зимини вә Башан зимини уларға бурунла тәхсим қилип берилгән еди.) | |
Josh | UyCyr | 17:2 | Иордан дәриясиниң ғәрбидики башқа зиминлар Манассәниң қалған әвлатлириға җамаәтләр бойичә, йәни Абиәзәр, Хеләқ, Асриел, Шәкәм, Хефәр вә Шимида қатарлиқ җамаәтләргә тәхсим қилип берилди. Бу җамаәтләр Йүсүпниң оғли Манассәниң әр әвлатлири еди. | |
Josh | UyCyr | 17:3 | Амма Хефәрниң оғли, йәни Гилъадниң нәвриси Макирниң чәвриси, Манассәниң әвриси болған Зилофхадниң оғли йоқ, пәқәт қизлирила бар еди. Бу қизларниң исимлири Махлаһ, Ноаһ, Хоглаһ, Милкаһ вә Тирзаһ еди. | |
Josh | UyCyr | 17:4 | Улар роһаний Әлъазар Нунниң оғли Йошува вә исраилларниң ақсақаллириниң алдиға келип: — Пәрвәрдигар Муса пәйғәмбәргә қәбилимиздики әрләргә охшаш бизгиму зимин тәхсим қилип беришни буйруған еди, — деди. Шуниң билән Йошува Пәрвәрдигарниң буйруғини бойичә, тағилириға охшаш уларғиму йәр тәхсим қилип бәрди. | |
Josh | UyCyr | 17:5 | Шундақ қилип, Иордан дәриясиниң қарши қирғиғидики Гилъад зимини билән Башан зиминидин башқа, Манассә қәбилисигә йәнә он парчә зимин тәхсим қилип берилди. | |
Josh | UyCyr | 17:6 | Манассә қәбилисидикиләрниң аял әвлатлириму әр әвлатларға охшаш бир парчидин йәргә егә болди. Гилъад зимини Манассә қәбилисидикиләрниң қалған әр әвлатлириға тәхсим қилип берилди. | |
Josh | UyCyr | 17:7 | Иордан дәриясиниң ғәрбидики Манассә қәбилисиниң чегариси шималда Ашер қәбилисиниң чегарисиға тутушуп, җәнупта Шәкәм шәһиригә йеқин болған Микмитат шәһиригә созулуп, Микмитат шәһиридин йәниму җәнупқа илгириләп, ен-таппувахлар яшаватқан зиминға тутушатти. | |
Josh | UyCyr | 17:8 | Таппувах шәһириниң әтрапидики зиминлар Манассә қәбилисигә тәвә болди, амма Манассә қәбилиси зиминидики Таппувах шәһири Әфрайим қәбилисигә тәвә еди. | |
Josh | UyCyr | 17:9 | Манассә қәбилисиниң җәнубий чегариси Қанаһ җилғисиға тутушатти. Манассә қәбилисиниң шәһәрлири ичидә Әфрайим қәбилисигә тәхсим қилинған шәһәрләрму бар еди. Амма Манассә қәбилисиниң чегариси Қанаһ җилғисиниң шимал тәрипидин өтүп, Оттура деңизға тутушатти. | |
Josh | UyCyr | 17:10 | Әфрайим зимини болса Қанаһ җилғисиниң җәнубида, Манассә қәбилисиниң зимини болса дәрияниң шималида еди. Оттура деңиз болса Манассә қәбилисиниң ғәрбий чегариси болуп, уларниң зимини шималда Ашер қәбилисиниң чегарисиға, ғәриптә Иссакар қәбилисиниң чегарисиға тутушатти. | |
Josh | UyCyr | 17:11 | Манассә қәбилисигә берилгән Бәйтшан, Йиблиам, Дор, йәни Нафәтдор, Ендор, Танак вә Мигиддо қатарлиқ шәһәрләр вә уларниң әтрапидики йезилар Иссакар қәбилиси билән Ашер қәбилисиниң зимини ичидә еди. | |
Josh | UyCyr | 17:12 | Амма Манассә қәбилиси бу шәһәрләрни егиләлмиди. Шу зиминларда яшаватқан қананлар давамлиқ шу йәрдә яшавәрди. | |
Josh | UyCyr | 17:13 | Кейин исраиллар күчәйгәндин кейин, улар қананларни ишчи қилип ишләтти. Амма уларни бу зиминлардин пүтүнләй қоғлап чиқармиди. | |
Josh | UyCyr | 17:14 | Йүсүпниң әвлатлири Йошуваниң алдиға келип: — Пәрвәрдигар бизгә бәрикәт бәрди. Бизниң адәмлиримиз шунчә көп турса, сән немә үчүн бизгә бир парчила зимин тәхсим қилип берисән? — дәп сориди. | |
Josh | UyCyr | 17:15 | Йошува уларға: — Әгәр адәмлириңлар шунчә көп болса, Әфрайим тағлиқ райони силәргә йәтмигән болса, орманлиқта яшаватқан пәриззиләр вә рафаһларниң зиминиға берип, орманларни кесип, өзәңларға җай қилиңлар, — деди. | |
Josh | UyCyr | 17:16 | Йүсүпниң әвлатлири җавап қайтуруп: — Әфрайим тағлиқ райони бизгә тарлиқ қилиду. Униң үстигә түзләңликтики Бәйтшан вә униң әтрапидики йезилар вә Йизриәл җилғисида яшаватқан қананларниң төмүр билән мустәһкәмләнгән җәң һарвулириму бар, — дейишти. | |
Josh | UyCyr | 17:17 | Йошува Йүсүпниң әвлатлири болған Әфрайим вә Манассә қәбилисидикиләргә мундақ деди: — Силәр шунчә көп вә күчлүк екәнсиләр, силәргә бир үлүштин көп зимин тәхсим қилип берилиши керәк. | |
Chapter 18
Josh | UyCyr | 18:1 | Исраиллар пүтүн зиминларни бойсундурғандин кейин, пүткүл хәлиқ Шило шәһиригә жиғилип, учришиш чедири тикти. | |
Josh | UyCyr | 18:3 | Йошува исраилларға мундақ деди: — Пәрвәрдигар — силәрниң әҗдатлириңлар етиқат қилған Худа силәргә бәргән зиминларни қачанғичә егилимәй турисиләр? | |
Josh | UyCyr | 18:4 | Силәр һазирла һәрбир қәбилидин үч адәм таллаңлар, мән уларни шу зиминларни чарлашқа әвәтимән. Улар өз қәбилилириниң чегарилирини бәкитип, хәритисини сизип, мениң йенимға қайтип кәлсун. | |
Josh | UyCyr | 18:5 | Бу зиминлар йәттә парчиға бөлүнсун. Җәнуптики зиминлар Йәһуда қәбилисигә, шималдики зиминлар Йүсүпниң әвлатлириға қалдурулсун. | |
Josh | UyCyr | 18:6 | Силәр бу йәттә парчә зиминниң хәритисини сизип чиқип, мениң йенимға елип келиңлар, андин мән бу зиминларни Пәрвәрдигаримиз — Худаниң алдида силәр үчүн чәк ташлап, һәрбир қәбилигә тәхсим қилип беримән. | |
Josh | UyCyr | 18:7 | Лекин Лавий қәбилисигә һечқандақ зимин тәхсим қилип берилмәйду. Чүнки уларниң зимини, йәни несивиси Пәрвәрдигарниң роһанийи болуштур. Гад қәбилиси, Рубен қәбилиси вә Манассә қәбилисиниң шәрқий йерими өзлиригә тәвә зиминға егә болуп болған. Уларға бу зиминни Пәрвәрдигарниң хизмәткари Муса пәйғәмбәр Иордан дәриясиниң шәрқий қирғиғидин бәргән. | |
Josh | UyCyr | 18:8 | Чарлиғучилар меңиш алдида, Йошува уларға йәнә тапилап: — Силәр пүтүн зиминларни чарлап, хәритисини сизип келиңлар. Силәр қайтип кәлгәндин кейин, мән Шилода Пәрвәрдигарниң алдида силәр үчүн чәк ташлаймән. | |
Josh | UyCyr | 18:9 | Чарлиғучилар пүтүн зиминни чарлап, уни йәттә парчиға бөлүп, һәрбир парчидики шәһәрләрни тизимлап чиқти. Улар қайтип келип, Шилодики қараргаһта Йошува билән көрүшти. | |
Josh | UyCyr | 18:10 | Йошува Пәрвәрдигарниң алдида бу зиминларни һәрқайси қәбилиләргә тәхсим қилип бериш үчүн чәк ташлиди. | |
Josh | UyCyr | 18:11 | Биринчи чәк Бинямин қәбилисигә чиқти. Уларға җамаәтлири бойичә тәхсим қилип берилгән зимин, Йәһуда билән Йүсүп қәбилисиниң зимини оттурисида еди. | |
Josh | UyCyr | 18:12 | Бу зиминниң шималий чегариси Иордан дәриясидин башлинип, Ериха шәһириниң шималидин жуқурилап, ғәрипкә бурулуп тағлиқ районға кирип, андин Бәйтъавән чөллүгигә бариду. | |
Josh | UyCyr | 18:13 | Бу йәрдин Луз, йәни Бәйтәл шәһиригә тутушуп, Астинқи Бәйт-Хорон шәһириниң җәнубидики идирлиққа җайлашқан Атрот-Аддар шәһиригә тутушиду. | |
Josh | UyCyr | 18:14 | Бу йәрдин йәнә җәнупқа бурулуп, Бәйт-Хорон шәһириниң удулидики идирлиқниң ғәрбий қирғиғини бойлап, Йәһуда қәбилисигә тәвә болған Қирят-Баал, йәни Қирят-Йиарим шәһиридә ахирлишиду. Бу уларниң ғәрбий чегарисидур. | |
Josh | UyCyr | 18:15 | Җәнубий чегариси болса Қирят-Йиарим шәһириниң ғәрбидин башлинип, Нәфтовах булақлириға тутушиду. | |
Josh | UyCyr | 18:16 | Кейин йәнә рафаһлар җилғисиниң шимал тәрипидики вә Бәнһинном җилғиси йенидики идирлиқтин төвәнгә қарап, Һинном җилғисини бойлап, йибуслар шәһириниң җәнубидики идирлиқтин өтүп, Рогел булиғиға бариду. | |
Josh | UyCyr | 18:17 | Бу чегара йәнә у йәрдин шималға қайрилип Еншәмәшкә берип, Адуммим давининиң қаршисидики Гилилотқа тутушиду. Кейин Рубенниң оғли Боһанниң нами билән аталған ташқичә берип, | |
Josh | UyCyr | 18:18 | у йәрдин йәнә Араба райониниң удулидики идирлиқниң шималини бойлап өтүп, Араба райониға тутушиду. | |
Josh | UyCyr | 18:19 | У йәрдин Бәйт-Хогланиң шималий тәрипигә тутушуп, Туз деңизиниң шималий қирғиғидики Иордан дәриясиниң җәнубидики қуюлуш еғизида ахирлишиду. Бу уларниң җәнубий чегарисидур. | |
Josh | UyCyr | 18:20 | Иордан дәрияси болса уларниң шәрқий чегариси еди. Мана бу төрт тәрипи чегариланған зиминлар Бинямин қәбилисигә җамаәтләр бойичә тәхсим қилип берилгән зиминлардур. | |
Josh | UyCyr | 18:24 | Кифар-Аммона, Офни, Гәба қатарлиқ шәһәр болуп, әтрапидики йезиларму буларниң ичидә. | |
Chapter 19
Josh | UyCyr | 19:1 | Иккинчи чәк Шимон қәбилисигә чиқти. Уларға җамаәтлири бойичә тәхсим қилип берилгән зимин, Йәһуда қәбилисиниң зимини ичидидур. | |
Josh | UyCyr | 19:6 | Бәйт-Либаот вә Шарухән қатарлиқ 13 шәһәр болуп, әтрапидики йезиларму буларниң ичидә. | |
Josh | UyCyr | 19:7 | Шимон қәбилиси униңдин башқа йәнә Айин, Риммон, Әтәр вә Ашан қатарлиқ төрт шәһәр вә уларниң әтрапидики йезиларға егә болди. | |
Josh | UyCyr | 19:8 | Бу зимин йәнә Баалат-Биер, йәни Нәгеб чөллүгидики Рамаһ шәһиригичә болған барлиқ шәһәр вә йезиларни өз ичигә алиду. Бу зиминлар Шимон қәбилисигә җамаәтләр бойичә тәхсим қилип берилди. | |
Josh | UyCyr | 19:9 | Йошува Йәһуда қәбилисигә уларниң еһтияҗидинму артуқ зимин тәхсим қилип бәргән еди, шуңа Йәһуда қәбилиси Шимон қәбилисигә өз зиминидин йәр аҗритип бәрди. | |
Josh | UyCyr | 19:10 | Үчинчи чәк Зәбулун қәбилисигә чиқти. Уларға җамаәтлири бойичә тәхсим қилип берилгән зиминниң чегариси Сарид шәһиридин башлинип, | |
Josh | UyCyr | 19:11 | ғәрипкә созулуп, Маряла шәһиридин өтүп, Даббәшәт шәһиригә берип, у йәрдин Йоқниам шәһириниң йенидики җилғиғичә тутушиду. | |
Josh | UyCyr | 19:12 | Қарши тәрәптә Сарид шәһиридин шәрқий тәрәпкә созулуп, Кислот-Табор шәһириниң чегарисиға берип, у йәрдин Дабират шәһиригичә созулуп, йәнә жуқурилап Яфия шәһиригә тутушиду. | |
Josh | UyCyr | 19:13 | Андин шәриққә давамлишип Гатхефәр шәһири, Етқазин шәһири вә Риммон шәһәрлиридин өтүп, Неаһ шәһиригә бурулиду. | |
Josh | UyCyr | 19:14 | Зәбулунларниң шималий чегариси Ханнатон шәһиридин өтүп, Йифтахъел җилғисида ахирлишиду. | |
Josh | UyCyr | 19:15 | Уларниң зимини җәми 12 шәһәр болуп, Қаттат, Нахалал, Шимрон, Йидъала вә Бәйтлиһәм шәһәрлири вә униң әтрапидики йезиларму шуниң ичидә. | |
Josh | UyCyr | 19:16 | Мана бу шәһәрләр вә уларниң әтрапидики йезилар Зәбулун қәбилисигә җамаәтләр бойичә тәхсим қилип берилгән зиминлардур. | |
Josh | UyCyr | 19:17 | Төртинчи чәк Иссакар қәбилисигә чиқти. Уларға җамаәтлири бойичә тәхсим қилип берилгән зимин төвәндики шәһәрләрни өз ичигә алиду: | |
Josh | UyCyr | 19:22 | Уларниң зимини Табор, Шахазима вә Бәйт-Шәмәш шәһәрлиригә тутушуп, Иордан дәриясида ахирлишиду. Уларниң зимини 16 шәһәр болуп, уларниң әтрапидики йезиларму шуларниң ичидә. | |
Josh | UyCyr | 19:23 | Иссакар қәбилисигә җамаәтләр бойичә тәхсим қилип берилгән зиминлар жуқуридики шәһәрләр вә уларға қарашлиқ йезиларни өз ичигә алиду. | |
Josh | UyCyr | 19:24 | Бәшинчи чәк Ашер қәбилисигә чиқти. Уларға җамаәтлири бойичә тәхсим қилип берилгән зимин төвәндики шәһәрләрни, йәни Хәлқат, Хали, Бәтән, Акшаф, | |
Josh | UyCyr | 19:25 | Бәшинчи чәк Ашер қәбилисигә чиқти. Уларға җамаәтлири бойичә тәхсим қилип берилгән зимин төвәндики шәһәрләрни, йәни Хәлқат, Хали, Бәтән, Акшаф, | |
Josh | UyCyr | 19:26 | Алламмәләк, Амад вә Мишъал қатарлиқ шәһәрләрни өз ичигә алиду. Униң ғәрбий чегариси Кармәл теғи вә Шихор-Либнат шәһиригә тутушиду. | |
Josh | UyCyr | 19:27 | Кейин йәнә шәриққә бурулуп, Бәйт-Дагон шәһиригә созулуп, Зәбулун қәбилисидики Йифтахъел җилғисиғичә бариду. У йәрдин шималға бурулуп, Бәйт-Емәқ вә Нииәл шәһәрлиригичә берип, у йәрдин давамлиқ шималға илгириләп, Қабул, | |
Josh | UyCyr | 19:28 | Әброн, Рихоб, Хаммон, Қанаһ шәһиригә берип вә техиму жирақлап удул бүйүк Сидон шәһиригә тутушиду. | |
Josh | UyCyr | 19:29 | Бу чегара йәнә Рамаһ шәһири вә сепиллири мустәһкәм Тир шәһиригә берип, у йәрдин йәнә Хосаһ шәһиригә бурулуп, Оттура деңиз бойидики Махалаб вә Акзиб шәһиригә йеқин районларға бариду. | |
Josh | UyCyr | 19:30 | Уларниң зиминида Уммаһ, Афеқ вә Рихоб қатарлиқ шәһәр болуп, уларниң әтрапидики йезиларму шуниң ичидә. | |
Josh | UyCyr | 19:31 | Мана бу шәһәрләр вә уларниң әтрапидики йезилар Ашер қәбилисигә җамаәтләр бойичә тәхсим қилип берилгән зиминлардур. | |
Josh | UyCyr | 19:32 | Алтинчи чәк Нафтали қәбилисигә чиқти. Уларға җамаәтлири бойичә тәхсим қилип берилгән зиминниң шималий чегариси, Хеләф шәһириниң Заананним дегән йәрниң йенидики дуб дәриғидин башлинип, Адами-Нәкәб, Ябниел вә техиму жирақлап берип, Лаққум шәһәрлирини кесип өтүп, Иордан дәриясида ахирлишиду. | |
Josh | UyCyr | 19:33 | Алтинчи чәк Нафтали қәбилисигә чиқти. Уларға җамаәтлири бойичә тәхсим қилип берилгән зиминниң шималий чегариси, Хеләф шәһириниң Заананним дегән йәрниң йенидики дуб дәриғидин башлинип, Адами-Нәкәб, Ябниел вә техиму жирақлап берип, Лаққум шәһәрлирини кесип өтүп, Иордан дәриясида ахирлишиду. | |
Josh | UyCyr | 19:34 | Ғәрбий чегариси Азнот-Табор шәһирини кесип өтүп, Хуқоқ шәһиригә бариду. Бу чегариниң җәнуп тәрипи Зәбулун қәбилисигә, ғәрип тәрипи Ашер қәбилисигә, шәриқ тәрипи Иордан дәриясиға тутушиду. | |
Josh | UyCyr | 19:35 | Уларниң зиминида мустәһкәм сепил билән қоршалған төвәндики шәһәрләр бар: Зиддим, Зер, Хаммат, Раққат, Киннәрәт, | |
Josh | UyCyr | 19:38 | Йиръон, Мигдалъел, Хорем, Бәйт-Анат вә Бәйт-Шәмәш қатарлиқ җәми 19 шәһәр болуп, уларниң әтрапидики йезиларниму өз ичигә алиду. | |
Josh | UyCyr | 19:39 | Мана бу шәһәрләр вә уларниң әтрапидики йезилар Нафтали қәбилисигә җамаәтләр бойичә тәхсим қилип берилгән зиминлардур. | |
Josh | UyCyr | 19:40 | Йәттинчи чәк Дан қәбилисигә чиқти. Уларға җамаәтлири бойичә тәхсим қилип берилгән зимин төвәндики шәһәрләр: йәни Зоръаһ, Әштаол, Иршәмәш, | |
Josh | UyCyr | 19:41 | Йәттинчи чәк Дан қәбилисигә чиқти. Уларға җамаәтлири бойичә тәхсим қилип берилгән зимин төвәндики шәһәрләр: йәни Зоръаһ, Әштаол, Иршәмәш, | |
Josh | UyCyr | 19:47 | Амма Дан қәбилиси бу зиминларға егә болалмиди. Улар башқа йәргә берип, Ләшәм шәһиригә һуҗум қилип, бу шәһәрни егилиди һәм бу шәһәрниң хәлқини қилич билән қирғин қилип, өзлири бу шәһәргә орунлашти. Улар бу шәһәрниң намини өзгәртип, әҗдатлириниң нами билән «Дан» дәп аташти. | |
Josh | UyCyr | 19:48 | Мана бу шәһәр вә униң әтрапидики йезилар Дан қәбилисигә җамаәтләр бойичә тәхсим қилип берилгән зиминлардур. | |
Josh | UyCyr | 19:49 | Барлиқ қәбилиләргә зиминлар бөлүп берилгәндин кейин, исраиллар Нунниң оғли Йошувағиму зимин тәхсим қилип бәрди. | |
Josh | UyCyr | 19:50 | Пәрвәрдигарниң буйруғини бойичә исраиллар Йошуваға өзи таллиған шәһәрни тәхсим қилип бәрди. У Әфрайим тағлиқ районидики Тимнат-Сәрах шәһирини талливалған еди. У бу шәһәрни қайтидин қуруп чиқип, у йәрдә олтирақлишип қалди. | |
Chapter 20
Josh | UyCyr | 20:2 | — Сән исраилларға ейтқин, Мән Муса пәйғәмбәр арқилиқ саңа әмир қилғинимдәк, улар паналинидиған шәһәрләрни бәкитип чиқсун. | |
Josh | UyCyr | 20:3 | Һәрқандақ бир киши бирәвни диққәтсизлик қилип, мәхсәтсиз һалда өлтүрүп қойса, у шу шәһәрләрниң биригә қечип берип паналанса болиду. У бу шәһәрдә өлгән кишиниң туққанлириниң өч елишидин өзини сақлап қалалайду. | |
Josh | UyCyr | 20:4 | Лекин у киши шу шәһәрләрниң биригә қечип берип паналанмақчи болғанда, шәһәр дәрвазиси алдида туруп, бу шәһәрниң ақсақаллириға өз қилмишини баян қилсун. Улар чоқум у кишини шәһәргә киришкә йол қойсун вә униңға шу шәһәрдин туридиған җай көрситип бәрсун. | |
Josh | UyCyr | 20:5 | Әгәр өлгән кишиниң туққанлири өч елиш үчүн қоғлап кәлсә, ақсақаллар һәргизму өлтүргән кишини уларға чиқирип бәрмәслиги керәк. Чүнки өлтүргән киши өлгән кишини қәстән өлтүрмигән, шундақла бурун униң билән адавитиму болмиған. | |
Josh | UyCyr | 20:6 | Амма өлтүргән киши җамаәт алдида сорақ қилинип, униңға һөкүм чиқирилғичә, шу йәрдә туруши керәк. Вақиә йүз бәргән вақиттики баш роһаний өлүп кәткичә өлтүргән киши чоқум шу шәһәрдә туруши керәк. Униңдин кейин өлтүргән киши әркин болуп, өзи қечип кәлгән шәһәргә қайтса болиду. | |
Josh | UyCyr | 20:7 | Нафтали қәбилисиниң тағлиқ райониниң Җәлилийәдики Қәдәш шәһири, Әфрайим қәбилисиниң тағлиқ районидики Шәкәм шәһири, Йәһуда қәбилисиниң тағлиқ районидики Қирят-Арба, йәни Һиброн шәһири қатарлиқ шәһәрләр паналиниш үчүн бәкитилгән шәһәрләрдур. | |
Josh | UyCyr | 20:8 | Иордан дәриясиниң шәрқий тәрипидики, йәни Ериха шәһириниң удулидики Рубен қәбилисиниң егизлигидики чөллүккә җайлашқан Бәзәр шәһири, Гад қәбилисиниң зиминиға җайлашқан Гилъадтики Рамот шәһири, Манассә қәбилисиниң зиминиға җайлашқан Башан районидики Голан шәһири қатарлиқ шәһәрләр паналиниш үчүн бәкитилгән шәһәрләрдур. | |
Josh | UyCyr | 20:9 | Бу шәһәрләр барлиқ исраиллар вә шу зиминда яшаватқан сирттин кәлгәнләр үчүн паналинидиған шәһәрләр қилип бәкитилгән. Һәрқандақ бир киши бирәвни диққәтсизлик қилип мәхсәтсиз һалда өлтүрүп қойса, шу шәһәрләрниң биригә қечип берип паналанса болиду. Бу арқилиқ улар җамаәт алдида сорақ қилиништин бурун, өч алғучиларниң өлтүрүветишидин сақлиналайду. | |
Chapter 21
Josh | UyCyr | 21:1 | Лавий қәбилисиниң ақсақаллири Қанан зиминидики Шило шәһиридә туруватқан роһаний Әлъазар, Нунниң оғли Йошува вә исраилларниң ақсақаллириниң алдиға келип, уларға: — Пәрвәрдигар Муса пәйғәмбәргә биз яшайдиған шәһәр вә мал-чарвилиримизни бақидиған отлақ беришни буйруған еди, — деди. | |
Josh | UyCyr | 21:2 | Лавий қәбилисиниң ақсақаллири Қанан зиминидики Шило шәһиридә туруватқан роһаний Әлъазар, Нунниң оғли Йошува вә исраилларниң ақсақаллириниң алдиға келип, уларға: — Пәрвәрдигар Муса пәйғәмбәргә биз яшайдиған шәһәр вә мал-чарвилиримизни бақидиған отлақ беришни буйруған еди, — деди. | |
Josh | UyCyr | 21:3 | Шуниң билән исраиллар Пәрвәрдигарниң буйруғини бойичә Лавий қәбилисигә өзлиригә тәхсим қилип берилгән зиминдин төвәндики шәһәрләрни вә отлақларни айрип бәрди. | |
Josh | UyCyr | 21:4 | Чәк ташлаш арқилиқ Лавий қәбилисниң Қоһат җамаитидин болған Һарунниң әвлатлириға Йәһуда, Шимон вә Бинямин қәбилисигә тәхсим қилип берилгән зиминдики 13 шәһәр айрип берилди. | |
Josh | UyCyr | 21:5 | Йәнә чәк ташлаш арқилиқ Қоһат җамаитиниң башқа әвлатлириға Әфрайим, Дан вә Манассә қәбилисиниң ғәрбий йеримиға тәхсим қилип берилгән зиминдики 10 шәһәр айрип берилди. | |
Josh | UyCyr | 21:6 | Йәнә чәк ташлаш арқилиқ Гершон җамаитигә Иссакар, Ашер, Нафтали вә Башандики Манассә қәбилисиниң шәрқий йеримиға тәхсим қилип берилгән зиминдики 13 шәһәр айрип берилди. | |
Josh | UyCyr | 21:7 | Мирари җамаитигиму чәк ташлаш арқилиқ Рубен, Гад вә Зәбулун қәбилисигә тәхсим қилип берилгән зиминдики 12 шәһәр айрип берилди. | |
Josh | UyCyr | 21:8 | Шундақ қилип, исраиллар Пәрвәрдигарниң Муса пәйғәмбәргә буйруғини бойичә жуқуридики шәһәр вә отлақларни Лавий қәбилисигә чәк ташлаш арқилиқ айрип бәрди. | |
Josh | UyCyr | 21:9 | Лавий қәбилисиниң Қоһат җамаитидин болған Һарунниң әвлатлириға биринчи болуп чәк чиққанлиғи үчүн, исраиллар Йәһуда вә Шимон қәбилисиниң шәһәрлирини уларға әң алдида айрип бәрди: | |
Josh | UyCyr | 21:10 | Лавий қәбилисиниң Қоһат җамаитидин болған Һарунниң әвлатлириға биринчи болуп чәк чиққанлиғи үчүн, исраиллар Йәһуда вә Шимон қәбилисиниң шәһәрлирини уларға әң алдида айрип бәрди: | |
Josh | UyCyr | 21:11 | Йәһуда қәбилисиниң тағлиқ районидики Қирят-Арба, йәни Һиброн шәһири вә униң әтрапидики отлақларниму уларға айрип бәрди (Арба Анақниң әҗдади еди). | |
Josh | UyCyr | 21:12 | Амма шәһәрниң сиртидики далалар вә униң әтрапидики йезилар бурунла Йифуннәниң оғли Калибниң егидарчилиқ қилишиға тәхсим қилип берилгән еди. | |
Josh | UyCyr | 21:13 | Шуниң билән роһаний Һарунниң әвлатлириға Һиброн шәһири (диққәтсизлик қилип адәм өлтүрүп қойғанларниң паналинидиған шәһәрлириниң бири), Либнаһ, | |
Josh | UyCyr | 21:16 | Айин, Йуттаһ вә Бәйт-Шәмәш қатарлиқ тоққуз шәһәр вә уларниң әтрапидики отлақларни айрип бәрди. | |
Josh | UyCyr | 21:19 | Роһаний Һарунниң әвлатлириға җәми 13 шәһәр вә уларниң әтрапидики отлақлар айрип берилди. | |
Josh | UyCyr | 21:20 | Лавий қәбилисидики Қоһат җамаитиниң башқа әвлатлириға Әфрайим қәбилисиниң шәһәрлири айрип берилди. | |
Josh | UyCyr | 21:21 | Исраиллар уларға тағлиқ райондики Әфрайимниң Шәкәм шәһири (диққәтсизлик қилип адәм өлтүрүп қойғанларниң паналинидиған шәһәрлириниң бири), Гәзәр, | |
Josh | UyCyr | 21:22 | Қибзайим вә Бәйт-Һорон шәһәрлири вә уларниң әтрапидики отлақлар болуп, җәми 4 шәһәрни айрип бәрди. | |
Josh | UyCyr | 21:24 | Айялон, Гатриммон вә уларниң әтрапидики отлақлар болуп, җәми 4 шәһәрни айрип бәрди. | |
Josh | UyCyr | 21:25 | Уларға йәнә Манассә қәбилисиниң ғәрбий йеримидин Танак, Гатриммон вә уларниң әтрапидики отлақлар болуп, җәми 2 шәһәрни айрип бәрди. | |
Josh | UyCyr | 21:26 | Қоһат җамаитиниң қалған әвлатлири 10 шәһәр вә уларниң әтрапидики отлақларни айривалди. | |
Josh | UyCyr | 21:27 | Лавий қәбилисиниң башқа җамаитидин болған Гершонниң әвлатлири Манассә қәбилисиниң шәрқий йеримидики төвәндики шәһәрләр вә уларниң әтрапидики отлақларни айривалди: Башандики Голан (диққәтсизлик қилип, адәм өлтүрүп қойғанларниң паналинидиған шәһәрлириниң бири) вә Биәштирадин ибарәт шәһәр. | |
Josh | UyCyr | 21:28 | Иссакар қәбилисидин төвәндики шәһәрләр вә уларниң әтрапидики отлақларни айривалди: Қишйон, Дабират, | |
Josh | UyCyr | 21:30 | Ашер қәбилисидин төвәндики шәһәрләр вә уларниң әтрапидики отлақларни айривалди: Мишъал, Абдон, | |
Josh | UyCyr | 21:32 | Нафтали қәбилисидин төвәндики шәһәрләрни вә уларниң әтрапидики отлақларни айривалди: Җәлилийәдики Қәдәш (диққәтсизлик қилип адәм өлтүрүп қойғанларниң паналинидиған шәһәрлириниң бири), Хаммотдор вә Қартандин ибарәт 3 шәһәр. | |
Josh | UyCyr | 21:33 | Шундақ қилип, җәми 13 шәһәр вә уларниң әтрапидики отлақлар Гершон җамаитигә айрип берилди. | |
Josh | UyCyr | 21:34 | Лавий қәбилисиниң қалған җамаәтлиридин Мирари җамаити, Зәбулун қәбилисидин төвәндики 4 шәһәр вә уларниң әтрапидики отлақларни айривалди: Йоқниам, Қартаһ, | |
Josh | UyCyr | 21:36 | Рубен қәбилисидин төвәндики 4 шәһәр вә уларниң әтрапидики отлақларни айривалди: Бәзәр, Яһаз, | |
Josh | UyCyr | 21:38 | Гад қәбилисидин төвәндики 4 шәһәр вә уларниң әтрапидики отлақларни айривалди: Гилъадтики Рамот (диққәтсизлик қилип, адәм өлтүрүп қойғанларниң паналинидиған шәһәрлириниң бири), Маханайим, | |
Josh | UyCyr | 21:40 | Шуниң билән Мирари җамаити (Лавий қәбилисиниң қалған җамаәтлири) 12 шәһәргә егә болди. | |
Josh | UyCyr | 21:41 | Исраиллар зиминидин җәми 48 шәһәр вә уларниң әтрапидики отлақлар Лавий қәбилисигә айрип берилди. | |
Josh | UyCyr | 21:43 | Шундақ қилип, Пәрвәрдигар исраилларниң әҗдатлириға вәдә қилған барлиқ зиминни уларға бәрди. Исраиллар бу зиминларға егә болуп, шу йәрләрдә олтирақлашти. | |
Josh | UyCyr | 21:44 | Пәрвәрдигар уларниң әҗдатлириға вәдә қилғини бойичә пүтүн зиминға аманлиқ бәрди. Һечқандақ бир дүшмән уларға қарши туралмиди, чүнки Пәрвәрдигар уларниң барлиқ дүшмәнлирини уларниң қолиға чүширип бәргән еди. | |
Chapter 22
Josh | UyCyr | 22:2 | уларға: — Силәр Пәрвәрдигарниң хизмәткари Муса пәйғәмбәр силәргә буйруған ишларниң һәммисини қилдиңлар, шундақла мениң буйруқлиримғиму бойсундуңлар. | |
Josh | UyCyr | 22:3 | Шунчә узақ вақитлардин бери таки бүгүнки күнгичә, силәр бу исраил қәбилилиридики қериндашлириңларни ташлавәтмидиңлар. Пәрвәрдигариңлар Худаниң әмирлиригә изчил бойсунуп кәлдиңлар. | |
Josh | UyCyr | 22:4 | Һазир Пәрвәрдигариңлар Худа Өз вәдиси бойичә силәргә аманлиқ бәрди. Силәр әнди Иордан дәриясиниң шәрқий тәрипидики Пәрвәрдигарниң хизмәткари Муса пәйғәмбәр силәргә тәхсим қилип бәргән зиминлардики жутуңларға қайтиңлар. | |
Josh | UyCyr | 22:5 | Муса пәйғәмбәрниң барлиқ көрсәтмиси вә буйруқлириға чоқум яхши әмәл қилиңлар! Пәрвәрдигариңлар Худани сөйүңлар, Униң көрсәткән йолида меңиңлар, әмирлиригә бойсунуңлар, Униңға садиқ болуңлар, чин қәлбиңлар вә пүтүн вуҗудуңлар билән хизмәт қилиңлар! — деди. | |
Josh | UyCyr | 22:7 | Муса пәйғәмбәр Манассәниң шәрқий йерим қәбилисигә Иордан дәриясиниң шәрқий тәрипидики Башан зиминини тәхсим қилип бәргән еди (уларниң қалған йерим қәбилисигә Иордан дәриясиниң ғәрбидин зимин тәхсим қилип берилгән). Йошува уларғиму бәхит тиләп өз жутлириға узитип қойди. | |
Josh | UyCyr | 22:8 | Йошува уларға: — Дүшмәнлириңлардин олҗа алған мал-чарва, алтун-күмүч, мис, төмүр вә кийим-кечәк қатарлиқ байлиқларни елип, уруқ-туққанлириңлар билән ортақ бөлүшүңлар, — деди. | |
Josh | UyCyr | 22:9 | Шуниң билән Рубен, Гад вә Манассә қәбилисиниң шәрқий йеримидики қәбилиләр Қанан зимининиң Шило шәһиридә қалған исраил қәбилилиридин айрилди. Улар Гилъадтики өзигә тәвә болған зиминға қарап йол алди. Бу зиминларни Пәрвәрдигар уларға Муса пәйғәмбәр арқилиқ буйруп бәргән еди. | |
Josh | UyCyr | 22:10 | Рубен, Гад вә Манассәниң шәрқий йеримидики қәбилиләр Қанан зиминидин чиқмай туруп, Иордан дәриясиниң бойиға кәлгәндә, у йәрдә интайин һәйвәтлик бир қурванлиқ суписи ясиди. | |
Josh | UyCyr | 22:11 | Исраилларниң қалған қәбилилиригә Рубен, Гад вә Манассә қәбилисиниң шәрқий йеримидики қәбилиләрниң Қанан зимининиң чегарисидики Иордан дәриясиниң ғәрбидики Гилилотта бир қурванлиқ суписи ясиғанлиқ хәвири йетип кәлди. | |
Josh | UyCyr | 22:12 | Улар буни аңлиғандин кейин, уларниң барлиқ адәмлири Шилоға жиғилип, Рубен, Гад вә Манассәниң шәрқий йеримидики қәбилиләр билән уруш қилмақчи болушти. | |
Josh | UyCyr | 22:13 | Амма улар Әлъазарниң оғли роһаний Пинихасни Гилъад зиминидики Рубен, Гад вә Манассәниң шәрқий йеримидики қәбилиләргә әвәтти, | |
Josh | UyCyr | 22:14 | йәни исраилларниң һәрқайси қәбилилири өз җамаәтлиридин бирдин ақсақални таллап, җәми он адәм униң билән биллә барди. | |
Josh | UyCyr | 22:15 | Улар Гилъад зиминиға йетип барғандин кейин Рубен, Гад вә Манассәниң шәрқий йеримидики қәбилиләр билән көрүшүп, уларға мундақ деди: | |
Josh | UyCyr | 22:16 | — Биз, йәни Пәрвәрдигарниң җамаити силәрниң немә үчүн исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаға вапасизлиқ қилғанлиғиңларни билмәкчи болуп кәлдуқ. Силәр немә үчүн Пәрвәрдигардин йүз өрүп, Униңға қарши һалда өзәңларға бир қурванлиқ суписи ясидиңлар? | |
Josh | UyCyr | 22:17 | Әҗдатлиримизниң Пиорда Пәрвәрдигарға вапасизлиқ қилип өткүзгән еғир гунайини унтуп қалдиңларму? Улар Пәрвәрдигарниң Өз хәлқи болсиму, Пәрвәрдигар йәнила уларни жуқумлуқ кесәл билән җазалиған еди, биз бу гунадин техичә пакланғинимиз йоқ! | |
Josh | UyCyr | 22:18 | Бүгүн силәр Пәрвәрдигарниң йолида меңиштин йүз өрүдүңлар. Силәр Пәрвәрдигарға вапасизлиқ қилсаңлар, әтә Пәрвәрдигар һәммимизгә ғәзивини яғдуриду. | |
Josh | UyCyr | 22:19 | Әгәр силәр зиминиңларни ибадәт қилиш үчүн напак дәп ойлисаңлар, ундақта бизниң зиминимизға келиңлар. Бизниң йеримизгә Пәрвәрдигарниң ибадәт чедири тикилгән, уни силәр билән тәң ортақлишайли. Амма Пәрвәрдигаримиз Худаниң қурванлиқ суписидин башқа йәнә бир қурванлиқ суписи ясаштәк вапасизлиқ қилмишиңлар билән Пәрвәрдигарға вә бизгә қарши чиқмаңлар. | |
Josh | UyCyr | 22:20 | Зәрах җамаитидин болған Акан Пәрвәрдигарға аталған нәрсини оғрилап гуна қилғанлиғи үчүн, Пәрвәрдигарниң ғәзиви барлиқ исраил хәлқигә яғмидиму? Әшу бир адәмниң гунайи үчүн нурғун адәм өлүп кәттиғу? | |
Josh | UyCyr | 22:21 | Рубен, Гад вә Манассәниң шәрқий йеримидики қәбилиләр исраилларниң бу ақсақаллириға мундақ дәп җавап беришти: | |
Josh | UyCyr | 22:22 | — Һәммигә қадир Пәрвәрдигар Худа, һәммигә қадир Пәрвәрдигар Худа! У Өзи билиду! Пүткүл исраил хәлқи билсун! Биз қурванлиқ суписини Пәрвәрдигарға қарши чиқиш яки Униңға бойсунмаслиқ үчүн ясимидуқ. Әгәр биз шундақ хиялда ясиған болсақ, бизгә рәһим қилмаңлар! | |
Josh | UyCyr | 22:23 | Әгәр биз Пәрвәрдигардин йүз өрүш мәхситидә яки көйдүрмә қурванлиғи, ашлиқ һәдийәси вә аманлиқ қурванлиғи қилиш үчүн қурванлиқ суписи ясиған болсақ, Пәрвәрдигар бизни җазалисун. | |
Josh | UyCyr | 22:24 | Бу қурванлиқ суписини ясаштики мәхситимиз, кәлгүсидә силәрниң әвлатлириңлар бизниң әвлатлиримизға: «Пәрвәрдигаримиз — исраиллар етиқат қилип кәлгән Худа билән немә мунасивитиңлар бар? | |
Josh | UyCyr | 22:25 | Пәрвәрдигар Иордан дәриясини биз билән силәрниң, йәни Рубен билән Гад қәбилисиниң чегариси қилған. Силәрниң бизниң Пәрвәрдигаримизға ибадәт қилидиған һечқандақ һоқуқуңлар йоқ», дәп бизниң әвлатлиримизни Пәрвәрдигарға ибадәт қилиштин тосап қоюшидин қорқтуқ. | |
Josh | UyCyr | 22:26 | Шуниң үчүн биз бу қурванлиқ суписини ясашни қарар қилдуқ. Буни ясаштики мәхсәт, қурванлиқ яки көйдүрмә қурванлиқ үчүн әмәс, | |
Josh | UyCyr | 22:27 | бәлки дәлил-испат үчүндур. Йәни бу силәр билән бизниң аримизда, шундақла бизләрниң әвлатлиримиз арисида муқәддәс чедирда Пәрвәрдигарға өзимизниң көйдүрмә қурванлиғи, аманлиқ қурванлиғи вә башқа қурванлиқларни қилиш билән Пәрвәрдигарға ибадәт қилиш һоқуқимизниң барлиғини испатлаш үчүндур. Шундақ болғанда, силәрниң әвладиңлар бизниң әвладимизни «Пәрвәрдигарға ибадәт қилиш һоқуқуңлар йоқ», дәп тосап қоялмайду. | |
Josh | UyCyr | 22:28 | Әгәр силәрниң әвлатлириңлар шундақ десә, бизниң әвлатлиримиз: «Әҗдатлиримиз Пәрвәрдигарниң қурванлиқ суписиға опму-охшаш қилип ясиған Пәрвәрдигарға қурванлиқ қилиш суписиға қараңлар. Бу көйдүрмә қурванлиқ яки башқа қурванлиқлар үчүн әмәс, бәлки бу бизниңму Пәрвәрдигарға мәнсүп екәнлигимизниң дәлил-испати үчүндур», дәйду. | |
Josh | UyCyr | 22:29 | Биз һәргиз Пәрвәрдигардин йүз өрүп вапасизлиқ қилмаймиз. Пәрвәрдигаримизниң ибадәт чедири алдидики қурванлиқ суписидин башқа, һәрқандақ бир қурванлиқ суписида көйдүрмә қурванлиқ, ашлиқ һәдийәси яки башқа қурванлиқларни қилмаймиз. | |
Josh | UyCyr | 22:30 | Роһаний Пинихас вә униң билән биллә кәлгән исраилларниң қәбилә ақсақаллири, йәни һәрқайси қәбилиләрниң өз җамаәтлириниң ақсақаллири Рубен, Гад вә Манассә қәбилисиниң шәрқий йеримидики қәбилиләрдин бу гәпни аңлиғандин кейин қайил болушти. | |
Josh | UyCyr | 22:31 | Әлъазарниң оғли роһаний Пинихас уларға мундақ җавап бәрди: — Биз бүгүн Пәрвәрдигарниң биз билән биллә екәнлигини билдуқ. Чүнки силәр Пәрвәрдигарға садақәтсизлик қилмидиңлар, йәни силәр исраилларни Пәрвәрдигарниң гумран қилишидин сақлап қалдиңлар. | |
Josh | UyCyr | 22:32 | Әлъазарниң оғли роһаний Пинихас вә башқа ақсақаллар Гилъадтики Рубен вә Гад қәбилилиридин айрилип, Қанан зиминиға қайтип келип, у йәрдики исраилларға болған ишларни сөзләп бәрди. | |
Josh | UyCyr | 22:33 | Исраиллар буни аңлиғандин кейин хатирҗәм болушти вә Худаға мәдһийә ейтишти. Улар Рубен вә Гад қәбилилири билән урушуп, уларниң зиминлирини вәйран қилишни қайта еғизға алмиди. | |
Chapter 23
Josh | UyCyr | 23:1 | Пәрвәрдигар исраилларға дүшмәнлирини бойсундуруп аманлиқ бәргәндин кейин хелә заманлар өтти. Йошуваму қерип қалди. | |
Josh | UyCyr | 23:2 | Йошува барлиқ исраил хәлқини һәм уларниң ақсақаллирини, башлиқлирини, сотчилирини вә сәрдарлирини жиғип, уларға мундақ деди: — Мән қерип қалдим, | |
Josh | UyCyr | 23:3 | силәр Пәрвәрдигариңлар Худаниң силәр үчүн әтрапиңлардики ят хәлиқләрни қандақ қилғанлиғини өз көзүңлар билән көрдүңлар. Пәрвәрдигариңлар Худа силәр үчүн уруш қилди! | |
Josh | UyCyr | 23:4 | Мән силәрниң һәрқайси қәбилилириңларға шәриқтә Иордан дәриясидин тартип ғәриптә Оттура деңизғичә болған зиминларни тәхсим қилип бәрдим. Мән силәргә биз бойсундурған барлиқ ят хәлиқләрниң зиминлирини вә биз техи бойсундурмиған ят хәлиқләрниң зиминлириниму тәхсим қилип бәрдим. | |
Josh | UyCyr | 23:5 | Пәрвәрдигариңлар Худа ят хәлиқләрни силәрниң көз алдиңларда шу зиминлардин қоғлап чиқириду, Пәрвәрдигар силәргә вәдә қилғинидәк силәр шу зиминларға егә болисиләр! | |
Josh | UyCyr | 23:6 | Силәр Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән Тәврат қануниға қаттиқ әмәл қилиңлар, униң йолидин чәтнимәңлар! | |
Josh | UyCyr | 23:7 | Силәр араңларда қалған башқа ят хәлиқләр билән арилишип кәтмәңлар! Уларниң илаһлирини тилға алмаңлар, уларниң илаһлириниң нами билән қәсәм қилмаңлар, уларниң илаһлириға сәҗдә қилмаңлар вә уларға чоқунмаңлар! | |
Josh | UyCyr | 23:8 | Силәр һазирғичә Пәрвәрдигариңлар Худаға садиқ болуп кәлдиңлар, буниңдин кейинму Униңға садиқ болуңлар! | |
Josh | UyCyr | 23:9 | Пәрвәрдигар күчлүк вә қудрәтлик болған ят хәлиқләрни алдиңларда қоғлап чиқарди. Һазирғичә һечким силәргә тәң келәлмиди. | |
Josh | UyCyr | 23:10 | Силәрниң бир адимиңлар дүшмәнниң миң адимини қоғлап чиқарди. Чүнки Пәрвәрдигариңлар Худа вәдә қилғинидәк, силәр үчүн җәң қилди. | |
Josh | UyCyr | 23:11 | Силәр өзәңларниң иш-әмәлиятиңларға диққәт қилип, Пәрвәрдигариңлар Худани чин дилиңлардин сөйүңлар. | |
Josh | UyCyr | 23:12 | Әгәр Худадин йүз өрсәңлар, араңларда қалған ят хәлиқләр билән арилишип, улар билән достлашсаңлар вә некалашсаңлар, | |
Josh | UyCyr | 23:13 | билиңларки, Пәрвәрдигариңлар Худа бу ят хәлиқләрни зиминиңлардин қоғлап чиқармайду. Шундақла Пәрвәрдигариңлар Худа силәргә ата қилған бу гөзәл зиминда бириңларму сақ қалмиғичә бу ят хәлиқләр силәргә қапқан яки дүмбәңләргә урулған қамча, көзүңларға қадалған тикән болиду. | |
Josh | UyCyr | 23:14 | Мениңму өмрүм ахирлишип қалди. Шүбһисизки, силәрниң көңлүңларға аян, Пәрвәрдигариңлар Худа силәргә бәргән вәдисиниң бириниму қалдурмай, һәммисини әмәлгә ашурди. | |
Josh | UyCyr | 23:15 | Лекин Худа силәргә бәргән яхши вәдиләрниң һәммисини әмәлгә ашурғинидәк, силәрму Пәрвәрдигариңлар Худаға етиқат қилмисаңлар, У силәрни агаһландуруп ейтқан балаю-апәтләрни бешиңларға яғдуриду һәм силәргә ата қилған бу гөзәл зиминдинму силәрни қоғлап чиқириду. | |
Chapter 24
Josh | UyCyr | 24:1 | Йошува исраилларниң һәммә қәбилилирини һәм уларниң ақсақаллирини, башлиқлирини, сотчилирини вә сәрдарлирини Шәкәмгә чақирди. Улар Худаниң һозуриға кәлди. | |
Josh | UyCyr | 24:2 | Йошува пүтүн хәлиққә мундақ деди: — Пәрвәрдигар — исраиллар етиқат қилип кәлгән Худа шундақ дәйдуки: «Қедимки заманда Тәраһ һәм униң оғуллири Нахор билән Ибраһим вә башқа әҗдадиңлар Фират дәриясиниң қарши тәрипидә яшатти, улар башқа илаһларға чоқунатти. | |
Josh | UyCyr | 24:3 | Мән әҗдадиңлар Ибраһимни Фират дәриясиниң қарши тәрипидин елип келип, уни башлап Қананниң пүтүн зиминини кезип, Исһақни униңға ата қилип, шу арқилиқ Ибраһимниң уруғини көпәйттим. | |
Josh | UyCyr | 24:4 | Исһаққа икки оғул, йәни Яқуп билән Әсавни бәрдим. Мән Сәирдики тағлиқ районни Әсавға бәрдим. Лекин Яқуп әвлатлири билән Мисирға кәтти. | |
Josh | UyCyr | 24:5 | Кейин Мән Муса билән Һарунни Мисирға әвәтип, мисирлиқларға зор балаю-апәт яғдуруп, силәрни у йәрдин елип чиқтим. | |
Josh | UyCyr | 24:6 | Әҗдадиңларни Мисирдин елип чиққандин кейин, улар Қизил деңизға кәлди. Мисирлиқлар җәң һарвулири вә атлиқлар билән уларни Қизил деңизғичә қоғлап кәлди. | |
Josh | UyCyr | 24:7 | Улар Мениң өзлирини қутқузувелишимни мураҗиәт қилди. Бу чағда Мән зиминға қараңғулуқ чүширип, силәрни мисирлиқлардин айривәттим һәм мисирлиқларниң үстигә деңиз сүйини бастуруп, уларни деңизға ғәриқ қиливәттим. Мениң мисирлиқларға қандақ қилғанлиғимни силәр өз көзүңлар билән көрдүңлар. Әҗдадиңлар узун вақит чөл-баяванда яшиди. | |
Josh | UyCyr | 24:8 | Кейин Мән силәрни Иордан дәриясиниң шәрқий қирғиғидики аморларниң зиминиға елип бардим. Аморлар силәргә қарши җәң қилған еди, лекин Мән уларни силәрниң қолуңларға чүширип, уларниң үстидин ғалибә қилдурдум. Мән силәрниң көз алдиңларда уларни йоқаттим. | |
Josh | UyCyr | 24:9 | Кейин Моаб падишаси — Зиппорниң оғли падиша Балақ силәргә қарши җәң қилди. Силәргә ләнәт ейтиш үчүн Биорниң оғли Билъамни чақиртти. | |
Josh | UyCyr | 24:10 | Лекин Мән Билъамниң сөзигә қулақ салмидим, Мән уни силәргә бәхит тиләткүздүм. Шундақ қилип, силәрни Балақниң қолидин қутқузувалдим. | |
Josh | UyCyr | 24:11 | Силәр Иордан дәриясидин өтүп, Ериха шәһиригә кәлгиниңларда, ерихалиқлар силәргә қарши җәң қилди. Аморлар, пәриззиләр, қананлиқлар, хитлар, гиргашлар, хивлар һәм йибусларму силәргә қарши җәң қилди. Лекин Мән уларни силәрниң қолуңларға чүширип бәрдим. | |
Josh | UyCyr | 24:12 | Мән силәрниң алдиңларда уларни паракәндичиликкә селип, аморларниң икки падишасини қоғлап чиқардим. Бу һәргизму силәрниң уларға оқ-я етип, қилич чепишиңлар билән қолға кәлгән иш әмәс. | |
Josh | UyCyr | 24:13 | Мән ата қилған бу зиминларға силәр өз әмгигиңлар билән егә болған әмәс. Мән силәргә ата қилған бу шәһәрләрни силәр қурған әмәс, силәр һазир у йәрләрдә яшаватисиләр. Силәрниң йәватқиниңлар өзәңлар тикип өстүргән үзүм вә зәйтунләр әмәс». | |
Josh | UyCyr | 24:14 | Йошува гепини давамлаштуруп, йәнә мундақ деди: — Силәр әнди Пәрвәрдигарға бойсунуп, Униңға сәмимий вә садақәтлик билән ибадәт қилиңлар! Әҗдатлириңлар Фират дәриясиниң қарши тәрипидә вә Мисирда чоқунған илаһларни йоқитип, пәқәт Пәрвәрдигариңларғила ибадәт қилиңлар! | |
Josh | UyCyr | 24:15 | Әгәр силәр Пәрвәрдигарға ибадәт қилишни халимисаңлар, әҗдатлириңлар илгири Фират дәриясиниң қарши тәрипидә чоқунған илаһ вә силәр һазир туруватқан җайдики аморлар чоқунидиған илаһларға чоқунамсиләр? Бүгүн қарар қилиңлар! Мән вә аиләм болса Пәрвәрдигаримизға хизмәт қилимиз! | |
Josh | UyCyr | 24:16 | Пүтүн хәлиқ җавап берип: — Худа сақлисун, биз Пәрвәрдигардин йүз өрүп, башқа илаһларға чоқунидиған ишни мәңгү қилмаймиз! | |
Josh | UyCyr | 24:17 | Пәрвәрдигаримиз Худа әҗдатлиримизни вә бизни Мисирдики қуллуқтин қутқузуп чиқти. Униң көрсәткән мөҗүзилирини өз көзүмиз билән көрдуқ. Биз бесип өткән барлиқ зиминлардики ят хәлиқләрдин бизни аман-есән сақлап кәлди. | |
Josh | UyCyr | 24:18 | Пәрвәрдигар бизниң көз алдимизда бу йәрдә яшайдиған барлиқ аморларни вә башқа ят хәлиқләрни қоғлап чиқарди. Шуңа биз Пәрвәрдигарға хизмәт қилимиз. У бизниң Худайимиздур! — дейишти. | |
Josh | UyCyr | 24:19 | Йошува хәлиқни агаһландуруп: — Силәр Пәрвәрдигарға хизмәт қилишни аддий иш дәп ойлимаңлар. Чүнки У муқәддәстур, башқа илаһларға чоқунушуңларға қизғинидиған Худадур. У силәрниң гуна өткүзүшүңларни, Униңға вапасизлиқ қилишиңларни кәчүрмәйду. | |
Josh | UyCyr | 24:20 | Пәрвәрдигаримиз силәргә шунчә шәпқәт қилған турса, силәр йәнә Униңдин йүз өрүп, ят хәлиқләрниң илаһлириға ибадәт қилсаңлар, Уму силәрдин йүз өрүп, бешиңларға зор балаю-апәт яғдуруп, силәрни қирип ташлайду, — деди. | |
Josh | UyCyr | 24:22 | Йошува хәлиққә: — Силәр бүгүн өз Пәрвәрдигариңларға хизмәт қилиш йолини таллидиңлар. Буниңға өзәңлар гувадурсиләр, — деди. — Һә-ә, өзимиз гува болимиз, — деди пүтүн хәлиқ. | |
Josh | UyCyr | 24:23 | Йошува уларға йәнә: — Шундақ екән, силәр араңлардики барлиқ ят хәлиқләрниң бутлирини чеқип ташлап, Пәрвәрдигар — исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаға садиқ болуңлар, — дәп мураҗиәт қилди. | |
Josh | UyCyr | 24:24 | Пүтүн хәлиқ Йошуваға: — Биз чоқум Пәрвәрдигаримиз Худаға хизмәт қилип, Униң әмирлиригә бойсунимиз, — деди. | |
Josh | UyCyr | 24:25 | Шу күни Йошува Шәкәмдә пүтүн хәлиққә вакаләтән Пәрвәрдигар билән келишим түзүп, уларниң әмәл қилиши үчүн қаидә-низамларни қайта бәкитти. | |
Josh | UyCyr | 24:26 | Һәм Йошува бу сөзләрни Худаниң тәлимлири йезилған хатирә китапқа киргүзди. Андин Йошува бир қорам ташни Пәрвәрдигарниң ибадәтгаһи йенидики пистә дәриғи түвигә хатирә қилип тиклиди. | |
Josh | UyCyr | 24:27 | Йошува пүтүн хәлиққә: — Қараңлар, мана бу қорам таш Пәрвәрдигарниң бизгә қилған һәммә сөзлирини аңлиди. Шуңа силәр Худаға бәргән вәдәңләрдә турмисаңлар, бу таш силәргә қарши гува болиду, — деди. | |
Josh | UyCyr | 24:28 | Кейин Йошува хәлиққә иҗазәт берип, һәрқайсисини өзлиригә тәхсим қилинған зиминлириға қайтурди. | |
Josh | UyCyr | 24:29 | Шу ишлардин кейин Пәрвәрдигарниң хизмәткари, йәни Нунниң оғли Йошува аләмдин өтти. У аләмдин өткәндә 110 яшта еди. | |
Josh | UyCyr | 24:30 | Исраиллар уни өз жутида, йәни Гааш теғиниң шимал тәрипигә җайлашқан Әфрайим тағлиқ райондики Тимнат-Сәрахқа дәпнә қилди. | |
Josh | UyCyr | 24:31 | Йошува һаят вақтида исраиллар садиқлиқ билән Пәрвәрдигарға хизмәт қилип кәлди. У аләмдин өткәндин кейин, Пәрвәрдигар исраилларға қилип бәргән һәммә ишларни өз көзи билән көргән ақсақаллар һаят вақтидиму, исраиллар давамлиқ Пәрвәрдигарға хизмәт қилип кәлди. | |
Josh | UyCyr | 24:32 | Исраиллар Мисирдин елип чиққан Йүсүпниң сүйигини Шәкәмдә, йәни Яқуп бурун Шәкәмниң атиси Хаморниң оғуллиридин 100 күмүч тәңгигә сетивалған йәргә дәпнә қилди. Бу йәр Йүсүпниң әвлатлириға тәхсим қилинған зиминда еди. | |