Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
MARK
Up
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13 14 15 16
Chapter 1
Mark UyCyr 1:1  Худа Оғли Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәр мундақ баш­линиду:
Mark UyCyr 1:2  Йәшая пәйғәмбәрниң Язмисида Худаниң мону сөзлири хатириләнгән: «Мана алдиңда әлчимни әвәтимән. У Сениң йолуңни алдин-ала тәйярлайду».
Mark UyCyr 1:3  У болса «Баяванда: ‹ Униң йоллирини түз қилиңлар! › » дәп җар салидиған кишидур.
Mark UyCyr 1:4  Дәрвәқә, чөмүлдүргүчи Йәһия чөл-баяванда пәйда болуп, кишиләргә: — Яман йоллириңлардин йенип, товва қилиңлар! Товва қилған­лиғиң­ларни билдүрүш үчүн чөмүлдүрүшни қобул қилиңлар. Шундақ қилғанда, Худа силәрни кәчүрүм қилиду! — дәп җакалиди.
Mark UyCyr 1:5  Кишиләр Йерусалим шәһиридин, җүмлидин пүтүн Йәһудийә өлкисидин униң алдиға келишип, гуналирини иқрар қилишти вә униң өзлирини Иордан дәриясида чөмүлдүрүшини қобул қилишти.
Mark UyCyr 1:6  Йәһия пәйғәмбәр төгә жуңидин кийим кийгән, белигә көн тасма бағлиған еди. Йәйдиғини чекәткә билән явайи һәрә һәсили еди.
Mark UyCyr 1:7  У мундақ дәп җакалатти: — Мәндин кейин техиму қудрәтлик Бири келиду. Мән һәтта иңи­шип Униң айиғиниң жиплирини йешишкиму лайиқ әмәсмән!
Mark UyCyr 1:8  Мән силәрни суғила чөмүлдүримән, лекин У силәрни Муқәддәс Роһқа чөмдүриду.
Mark UyCyr 1:9  Шу күнләрдә һәзрити Әйса Җәлилийә өлкисиниң Насирә шәһи­ридин келип, Йәһия пәйғәмбәр тәрипидин Иордан дәриясида чөмүл­дүрүлди.
Mark UyCyr 1:10  У судин чиқипла, асманниң ечилип, Муқәддәс Роһниң кәптәр һалитидә асмандин чүшүп, Өз үстигә қонуватқан­лиғини көрди.
Mark UyCyr 1:11  Андин асмандин Худаниң: «Сән Мениң сөйүмлүк Оғлум, Мән Сәндин хурсәнмән!» дегән авази аңланди.
Mark UyCyr 1:12  Муқәддәс Роһ һәзрити Әйсани шу ан чөл-баяванға елип кәлди.
Mark UyCyr 1:13  У чөлдә қириқ күн туруп, шәйтан тәрипидин синалди. У явайи һайванатлар яшайдиған йәрдә болған шу җәриянда периштәләр Униң хизмитидә болди.
Mark UyCyr 1:14  Йәһия пәйғәмбәр тутқун қилинғандин кейин, һәзрити Әйса Җәлилийә өлкисиниң һәр қайси җайлириға берип:
Mark UyCyr 1:15  «Вақит-саат йетип кәлди. Худаниң Падишалиғи намайән болуш алдида туриду! Шуңа товва қилиңлар, Хуш Хәвәргә ишиниңлар!» дәп Худаниң Хуш Хәвирини җакалашқа башлиди.
Mark UyCyr 1:16  Бир күни һәзрити Әйса Җәлилийә көли бойида кетиветип, Симун билән иниси Әндәрни көрди. Улар белиқчи болуп, көлгә тор селивататти.
Mark UyCyr 1:17  Һәзрити Әйса уларға: — Маңа әгишиңлар, Мән силәрни белиқ тутушниң орниға Маңа адәм тутидиған қилимән, — деди.
Mark UyCyr 1:18  Улар шу ан белиқ торлирини ташлап, һәзрити Әйса билән маңди.
Mark UyCyr 1:19  Көл бойида бир аз маңғандин кейин, һәзрити Әйса Зәбәдийниң оғуллири Яқуп билән Юһаннани көрди. Улар кемидә торлирини оңшавататти.
Mark UyCyr 1:20  Һәзрити Әйса дәрһал уларни шагиртлиққа чақирди. Улар атиси Зәбәдийни ялланған ишчилар билән биллә кемидә қалдуруп, өзлири һәзрити Әйса билән маңди.
Mark UyCyr 1:21  Улар Кәпәрнаһум шәһиригә кирди. Дәм елиш күни һәзрити Әйса ибадәтханиға кирип, тәлим беришкә башлиди.
Mark UyCyr 1:22  Халайиқ Униң тәлимлиригә һәйран қелишти. Чүнки һәзрити Әйсаниң тәлимати Тәврат устазлириниңкидин пәриқләнгән болуп, У Худадин кәлгән алаһидә һоқуқ билән тәлим бәрди.
Mark UyCyr 1:23  Ибадәтханида җин чаплашқан бир киши бар еди. Дәл шу чағда у:
Mark UyCyr 1:24  — Әй насирәлик Әйса, биз билән кариң болмисун! Бизни йоқат­мақчимусән? Мән Сениң Кимлигиңни билимән. Сән Худаниң әвәткән Муқәддисисән! — дәп вақирап кәтти.
Mark UyCyr 1:25  Һәзрити Әйса уни сөзлитиватқан җинға буйруқ қилип: — Ағзиңни жум, бу адәмниң тенидин чиқ! — деди.
Mark UyCyr 1:26  Җин һелиқи адәмниң бәдинини қаттиқ тартиштурди вә пәрият көтәргиничә униң тенидин чиқип кәтти.
Mark UyCyr 1:27  Буниңдин һәйран болған көпчилик бир-биригә: — Бу қандақ иш? Бу йеңила бир тәлимғу! У дәрвәқә җинларға буйруқ қилиш һоқуқиға егә екән! Уларму Униң сөзигә бойсунидикән, — дейишти.
Mark UyCyr 1:28  Буниң билән һәзрити Әйса тоғрисидики хәвәрләр тезликтә пүтүн Җәлилийә өлкисигә тарқалди.
Mark UyCyr 1:29  Һәзрити Әйса ибадәтханидин чиқипла, Симун вә Әндәр билән биллә уларниң өйигә барди. Яқуп вә Юһаннаму улар билән биргә барди.
Mark UyCyr 1:30  Симунниң қейинаниси қизитма ичидә ятатти. Униң әһвали һәзрити Әйсаға дәрһал мәлум қилинди.
Mark UyCyr 1:31  Һәзрити Әйса бемарниң қешиға кирип, қолидин тутуп йөләп, өрә турғузди. Аялниң қизитмиси дәрһал йенип, уларни күтүшкә башлиди.
Mark UyCyr 1:32  Кәчқурун күн патқанда, кишиләр барлиқ бемарларни вә җин чаплаш­қанларни һәзрити Әйсаниң алдиға елип келишти.
Mark UyCyr 1:33  Пүтүн шәһәрдикиләр ишик алдиға топлашқан еди.
Mark UyCyr 1:34  Һәзрити Әйса һәр хил кесәлләргә гириптар болған нурғун кишиләрни сақайтти. Нурғун кишиләрниң тенидики җинларни һайдап, җинларниң Өзи һәққидә еғиз ечишиға йол қоймиди. Чүнки җинлар һәзрити Әйсаниң Ким екәнлигини билишәтти.
Mark UyCyr 1:35  Әтиси әтигән таң техи сүзүлмәстинла, һәзрити Әйса орнидин туруп, шәһәр сиртидики хали бир йәргә берип, дуа-тилавәт қилди.
Mark UyCyr 1:36  Симун билән униң һәмралири һәзрити Әйсани издәп чиқип,
Mark UyCyr 1:37  Уни тапқанда: — Һәммиси Сизни издишиватиду! — дейишти.
Mark UyCyr 1:38  Бирақ һәзрити Әйса уларға: — Йеқин әтраптики йезиларғиму бармисақ болмайду. У йәрдиму Худаниң сөзини йәткүзүшүм керәк. Чүнки Мән мошу иш билән кәлдим, — деди.
Mark UyCyr 1:39  Шундақ қилип, һәзрити Әйса Җәлилийә өлкиси­ниң һәммә йеригә берип, ибадәтханиларда тәлим бәрди һәм киши­ләрниң тенидики җинларни һайдиди.
Mark UyCyr 1:40  Мохо кесилигә гириптар болған бир киши һәзрити Әйсаниң алдиға келип, тизлинип туруп: — Тәхсир, әгәр халисиңиз, мени кесилимдин сақайтип пак қил­ғайсиз! — дәп ялвурди.
Mark UyCyr 1:41  Ичи ағриған һәзрити Әйса қолини униңға тәккүзүп туруп: — Халаймән, пак болғин! — девиди,
Mark UyCyr 1:42  у адәм шу ан мохо кесили­дин сақийип, пак-пакиз болди.
Mark UyCyr 1:43  Һәзрити Әйса униңға: — Һазир бу ишни һеч кимгә ейтма, лекин удул мәркизий ибадәт­ханиға берип, роһанийға өзәңниң сақайғанлиғиңни көрсәт. Андин буни башқиларға испатлаш үчүн, Муса пәйғәмбәрниң әмри бойичә мохо кесилидин сақайғанлар қилишқа тегишлик қурванлиқни қил, — дәп уни қаттиқ агаһландуруп йолға салди.
Mark UyCyr 1:44  Һәзрити Әйса униңға: — Һазир бу ишни һеч кимгә ейтма, лекин удул мәркизий ибадәт­ханиға берип, роһанийға өзәңниң сақайғанлиғиңни көрсәт. Андин буни башқиларға испатлаш үчүн, Муса пәйғәмбәрниң әмри бойичә мохо кесилидин сақайғанлар қилишқа тегишлик қурванлиқни қил, — дәп уни қаттиқ агаһландуруп йолға салди.
Mark UyCyr 1:45  Бирақ у адәм чиқип, бу ишни һәммә йәргә йейивәтти. Нәтиҗидә халайиқниң Өзиниң әтрапиға топлинивалмаслиғи үчүн, һәзрити Әйса һеч қандақ шәһәргә ашкарә баралмай, шәһәр сиртидики хали җайларда турушқа мәҗбур болди. Шундақтиму һәр йәрдин кәлгән хәлиқ Уни йәнила издәп турди.
Chapter 2
Mark UyCyr 2:1  Бир нәччә күндин кейин, һәзрити Әйса Кәпәрнаһумдики бурун турған өйгә йәнә кәлди. Униң кәлгәнлиги тоғрисидики хәвәр тарқилиш биләнла,
Mark UyCyr 2:2  у йәргә шунчилик көп адәм жиғилдики, һәтта ишик алдидиму пут қойғидәк йәр қалмиған еди. Һәзрити Әйса уларға Худаниң сөзини йәткүзүвататти.
Mark UyCyr 2:3  Шу чағда Униң йениға паләч бир адәмни төрт киши көтирип елип кәлди.
Mark UyCyr 2:4  Улар адәмниң толилиғидин һәзрити Әйсаниң йениға баралмай, У тәлим бериватқан өйниң өгүзини тешип, бемарни ятқан орун-көрписи билән һәзрити Әйсаниң алдиға чүшәрди.
Mark UyCyr 2:5  Уларниң ишәнчини көргән һәзрити Әйса һелиқи паләчкә: — Оғлум, сениң гуналириң кәчүрүм қилинди, — деди.
Mark UyCyr 2:6  У йәрдә олтарған бәзи Тәврат устазлири көңлидә:
Mark UyCyr 2:7  «Бу адәм немә үчүн мундақ дәйду? Бу күпүрлүкқу! Худадин башқа һеч кимниң гуналарни кәчүрүм қилиш һоқуқи йоққу!» дейишти.
Mark UyCyr 2:8  Уларниң немә ойлаватқанлиғини шу ан билгән һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Силәр буни немә үчүн күпүрлүк дәйсиләр?
Mark UyCyr 2:9  «Гуналириң кәчүрүм қилинди!» дейиш асанму яки «Орнуңдин тур, орун-көрпәңни жиғиш­туруп маң!» дейишму? Әлвәттә, ейтмақ асан, қилмақ тәс.
Mark UyCyr 2:10  Амма һазир Инсан Оғлиниң йәр йүзидә гуналарни кәчүрүм қилиш һоқу­қиға егә екәнлигини испатлап берәй, — деди. Андин паләч кесәлгә:
Mark UyCyr 2:11  — Орнуңдин тур, орун-көрпәңни жиғиштуруп өйүңгә қайт! — дәп буйриди.
Mark UyCyr 2:12  Һелиқи адәм орнидин дәс туруп, орун-көрписини жиғиштурди вә һәммисиниң көз алдида өйдин чиқип кәтти. Һәйран қалған халайиқ Худани мәдһийилишип: — Бундақ ишни әзәлдин көрүп бақмиған едуқ, — дейишти.
Mark UyCyr 2:13  Һәзрити Әйса йәнә көл бойиға қарап маңди. Нурғун кишиләр Униң әтрапиға топлишивалди. Һәзрити Әйса уларға тәлим бәрди.
Mark UyCyr 2:14  Һәзрити Әйса йолдин өтүп кетиветип, баҗ жиғидиған җайда олтарған Алфайниң оғли Лавийни көрүп, униңға: — Маңа әгәшкин, — деди. Лавий орнидин туруп, Униңға әгәшти.
Mark UyCyr 2:15  Кейин һәзрити Әйса Лавийниң өйидә меһмандарчилиқта болуват­қанда, тәклип қилинған нурғун баҗгирлар вә шулардәк гунакар, дәп қаралған бир қисим кишиләрму һәзрити Әйса вә шагиртлири билән һәмдәстихан болди. Һәзрити Әйсаға әгәшкәнләр ичидә гунакар дәп қаралған бундақ кишиләр хелә көп еди.
Mark UyCyr 2:16  Пәрисий диний еқимидики бәзи Тәврат устазлири Униң гунакар дәп қаралғанлар вә баҗгирлар билән бир дәстиханда олтарғанлиғини көрүп, шагиртлириға: — Униң баҗгир вә гунакарлар билән бир дәстиханда олтарғини қандақ гәп?! — дейишти.
Mark UyCyr 2:17  Буни аңлиған һәзрити Әйса уларға: — Сағлам адәм әмәс, бәлки кесәл адәм тевипқа муһтаҗдур. Мән өзлирини дурус һесаплайдиғанларни әмәс, бәлки өзлириниң гуна­лирини тонуйдиғанларни чақирғили кәлдим, — деди.
Mark UyCyr 2:18  Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлири билән пәрисийләр роза тутатти. Бәзи кишиләр һәзрити Әйсаниң алдиға келип: — Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлири вә пәрисийләр роза тутиду, Сизниң шагиртлириңиз немишкә тутмайду? — дәп сорашти.
Mark UyCyr 2:19  Һәзрити Әйса җававән мундақ деди: — Тойи болуватқан жигит техи той зияпитидә турған чағда, меһманлар һәсрәт чекиватқан адәмләрдәк роза тутса қандақ болғини?! Әлвәттә болмайду!
Mark UyCyr 2:20  Амма жигитниң улардин елип кетилидиған күни келиду, әйнә шу чағда улар қайғу-һәсрәт чәккинидин роза тутиду.
Mark UyCyr 2:21  Һеч ким кона көйнәккә киришип кетидиған йеңи рәхттин ямақ салмайду. Ундақ қилса, кийим жуюлғанда йеңи ямақ киришип, кийим­ни житип ташлайду. Нәтиҗидә житиқ техиму йоғирип кетиду.
Mark UyCyr 2:22  Шуниңдәк, һеч ким йеңи шарапни кона тулумға қачилимайду. Әгәр ундақ қилса, йеңи шарапниң көпүши билән тулум йерилидудә, шарапму, тулумму кардин чиқиду. Шуниң үчүн йеңи шарапни йеңи тулумларға қачилаш керәк.
Mark UyCyr 2:23  Бир дәм елиш күни һәзрити Әйса буғдайлиқтин өтүп кетива­татти, биллә кетиватқан шагиртлири башақларни үзүвелип, йейишкә башлиди.
Mark UyCyr 2:24  Пәрисийләр һәзрити Әйсаға: — Шагиртлириңиз немишкә дәм елиш күни чәкләнгән ишни қилиду, — дейишти.
Mark UyCyr 2:25  Һәзрити Әйса уларға: — Падиша Давут вә униң һәмралириниң ач вә муһтаҗлиқта қалғанда қандақ қилғанлиғини Муқәддәс Язмилардин оқумиғанму?
Mark UyCyr 2:26  Баш роһаний Авиятарниң вақтида падиша Давут ибадәтханидики муқәддәс җайға кирип, Худаға аталған нанларни роһанийдин сорап йегән һәм һәмралириғиму бәргән. Һалбуки, бу нанларни роһанийлардин башқа һәр қандақ кишиниң йейиши Тәврат қануниға хилап еди, — деди.
Mark UyCyr 2:27  Һәзрити Әйса уларға йәнә: — Инсан дәм елиш күни үчүн әмәс, дәм елиш күни инсан үчүн яритилди.
Mark UyCyr 2:28  Шуниң үчүн Мән Инсан Оғли дәм елиш күниниңму Егисидурмән, — деди.
Chapter 3
Mark UyCyr 3:1  Һәзрити Әйса йәнә ибадәтханиға кирди. Ибадәтханида бир қоли қуруп кәткән бир адәм бар еди.
Mark UyCyr 3:2  Бәзиләр һәзрити Әйсаниң үстидин әризә қилиш үчүн банә издәш мәхситидә Униң дәм елиш күниму кесәл сақайтидиған яки сақайтмайдиғанлиғини пайлап жүрүшәтти.
Mark UyCyr 3:3  Һәзрити Әйса қоли қуруп кәткән кесәлгә: — Орнуңдин туруп, алдиға чиқ! — деди.
Mark UyCyr 3:4  Андин ибадәтханидикиләрдин: — Қандақ қилиш Тәврат қануниға уйғун? Дәм елиш күни яхши­лиқ қилишму яки яманлиқ қилишму? Җанни қутқузушму яки һалак қилишму? — дәп сориди. Улар зуван сүрүшмиди.
Mark UyCyr 3:5  Һәзрити Әйса әтрапидикиләргә ғәзәп билән көз жүгәртти. Уларниң тәрсалиғи Уни ечиндурған еди. Андин кейин У һелиқи кишигә: — Қолуңни узарт! — деди. У адәм қолини узитиши биләнла қоли әслигә кәлди.
Mark UyCyr 3:6  Буниң билән пәрисийләр ташқириға чиқип, һәзрити Әйсани қандақ қилип йоқитиш һәққидә Һирод падишаниң тәрәпдарлири билән мәслиһәтлишишкә башлиди.
Mark UyCyr 3:7  Һәзрити Әйса шагиртлири билән биллә у йәрдин айрилип көл бойиға кәтти, Җәлилийә өлкисидин нурғун халайиқ Униңға әгишип барди.
Mark UyCyr 3:8  Униң қилған ишлирини аңлиған йәнә нурғун халайиқ Йерусалим шәһири, пүтүн Йәһудийә өлкиси, Идумея өлкиси, Иордан дәриясиниң қарши тәрипи, Тир вә Сидон шәһәрлириниң әтрапидики җайлардин сәлдәк еқип, Униң алдиға келишти.
Mark UyCyr 3:9  Һәзрити Әйса халайиқниң арисида қистилип қалмаслиқ үчүн, шагиртлириға кичик бир кемә тәйярлап қоюшни буйриди.
Mark UyCyr 3:10  Чүнки У нурғун бемарларни сақайтқачқа, һәр хил кесәлликләргә гириптар болғанларниң һәммиси Униң учисини силавелиш үчүн қистишип келишкән еди.
Mark UyCyr 3:11  Қачанла болмисун, җин чаплишивалғанлар һәзрити Әйсани көрсә, Униң айиғиға баш қоюп: «Сән Худа Оғлисән!» дәп вақиришатти.
Mark UyCyr 3:12  Лекин һәзрити Әйса уларға Өзиниң Ким екәнлигини ашкарилимаслиқни қаттиқ җекиләтти.
Mark UyCyr 3:13  Һәзрити Әйса бир таққа чиқип, Өзи халиған кишиләрни йениға чақирди. Чақирғанлар Униң йениға келишти.
Mark UyCyr 3:14  Һәзрити Әйса улар­дин он икки кишини әлчи дәп атап, уларни Өзи билән биллә болуш, Худаниң сөзини йәткүзүш
Mark UyCyr 3:15  вә җинларни һайдаш һоқуқиға егә қилиш үчүн таллиди.
Mark UyCyr 3:16  Бу он икки киши: Симун (һәзрити Әйса уни Петрус дәпму атиған),
Mark UyCyr 3:17  Зәбәдийниң оғли Яқуп вә униң қериндиши Юһанна (һәзрити Әйса уларни «Бени рәгәш», йәни «Гүлдүрмома оғуллири» дәпму атиған),
Mark UyCyr 3:18  Әндәр, Филип, Бартоломай, Мәтта, Томас, Һалпайниң оғли Яқуп, Тадай, вәтәнпәрвәр дәп аталған Симун
Mark UyCyr 3:19  вә һәзрити Әйсаға сатқунлуқ қилидиған Йәһуда Ишқарийотлардин ибарәт.
Mark UyCyr 3:20  Һәзрити Әйса өйгә қайтип кәлгәндин кейин, у йәргә йәнә шунчә нурғун халайиқ топландики, һәзрити Әйса билән шагиртлириниң ғизалинишқиму чолиси тәгмиди.
Mark UyCyr 3:21  Һәзрити Әйсаниң аилисидикиләр буни аңлап, Уни қайтуруп кәлгили беришти. Чүнки улар Уни «Әқилдин езипту», дәп ойлашқан еди.
Mark UyCyr 3:22  Йерусалимдин кәлгән Тәврат устазлири болса «Униңға шәйтан чаплишивапту», «У җинларни уларниң башлиғи болған шәйтанға тайинип һайдайдикән», дейишәтти.
Mark UyCyr 3:23  Шуниң үчүн һәзрити Әйса Тәврат устазлирини йениға чақирип, уларға тәмсилләр билән мундақ деди: — Шәйтан шәйтанни қандақму қоғлисун?
Mark UyCyr 3:24  Әгәр бир дөләттикиләр икки груһқа бөлүнүп соқушса, у дөләт пут тирәп туралмайду.
Mark UyCyr 3:25  Бир аилидикиләр өз ара җедәл-маҗра қилишса, у аилә вәйран болуштин сақлиналмайду.
Mark UyCyr 3:26  Шуниңға охшаш, шәйтанму өз-өзигә қарши чиқип, өз башқурушида болған җинлар билән соқушса, уму пут тирәп туралмайду, җәзмән һалак болиду.
Mark UyCyr 3:27  Һеч ким қавул адәмниң өйигә кирип, униң мелини булап кетәлмәйду. Пәқәт шу қавул адәмни бағлалиғанларла униң өйини булаң-талаң қилалайду.
Mark UyCyr 3:28  Билип қоюңларки, инсанларниң өткүзгән гунайи вә қилған күпүрлүклириниң һәммисини кәчүрүшкә болиду.
Mark UyCyr 3:29  Лекин Муқәддәс Роһқа күпүрлүк қилған адәм һәргиз кәчүрүм қилинмайду, чүнки у адәм мәңгү кәчүрүм қилинмайдиған гуна қилған болиду.
Mark UyCyr 3:30  Һәзрити Әйса бу сөзләрни бәзиләрниң «Униңға җин чаплишипту» дегинигә қарита ейтқан еди.
Mark UyCyr 3:31  Шу чағда һәзрити Әйсаниң аниси билән инилири кәлди. Улар ташқирида туруп, Уни чақиришқа адәм киргүзди.
Mark UyCyr 3:32  Һәзрити Әйсаниң әтрапида олтарған җамаәттин бәзилири: — Аниңиз, инилириңиз {вә сиңиллириңиз} сизни сиртта чақири­ватиду, — дейишти.
Mark UyCyr 3:33  Һәзрити Әйса буниңға җававән: — Кимләр Мениң анам вә инилирим? — деди.
Mark UyCyr 3:34  Андин У чөрисидә олтарғанларға қарап мундақ деди: — Мана булар Мениң анам вә инилирим!
Mark UyCyr 3:35  Чүнки ким Худаниң ирадисигә әмәл қилса, шу Мениң ака-иним, һәдә-сиңлим вә анамдур.
Chapter 4
Mark UyCyr 4:1  Һәзрити Әйса йәнә көл бойида хәлиққә тәлим беришкә башлиди. Униң әтрапиға топланған халайиқ интайин көп болғачқа, У бир кемигә чиқип олтарди. Халайиқ болса көл бойида турушатти.
Mark UyCyr 4:2  Һәзрити Әйса уларға тәмсил билән нурғун һекмәтләрни үгәтти. У тәлимидә мундақ деди:
Mark UyCyr 4:3  — Қулақ селиңлар! Бир дехан уруқ чачқили етизиға чиқипту.
Mark UyCyr 4:4  Чачқан уруқлириниң бәзилири чиғир йол үстигә чүшүпту, қушлар келип уларни йәп кетипту.
Mark UyCyr 4:5  Бәзилири тописи кам ташлиқ йәрләргә чүшүпту. Тописи непиз болғанлиқтин, тезла үнүп чиқипту,
Mark UyCyr 4:6  лекин чоңқур йилтиз тартмиғачқа, күн чиқиш биләнла солишип қуруп кетипту.
Mark UyCyr 4:7  Бәзилири тикәнләрниң арисиға чүшүпту, тикәнләр өсүп майсиларни бесивапту. Нәтиҗидә майсилар һосул берәлмәпту.
Mark UyCyr 4:8  Бәзилири болса үнүмлүк топиға чүшүпту. Улар үнүп чиққандин кейин, өсүп чоң болуп, яхши һосул берипту. Уларниң бәзилири оттуз, бәзилири атмиш, йәнә бәзилири болса йүз һәссә һосул берипту.
Mark UyCyr 4:9  Һәзрити Әйса йәнә мундақ деди: — Бу сөзләрни қулиғиңларда чиң тутуңлар!
Mark UyCyr 4:10  Халайиқ кәткәндин кейин, һәзрити Әйсаниң он икки шагирти билән әгәшкүчилири Униңдин тәмсилләрниң мәнасини сорашти.
Mark UyCyr 4:11  Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Худаниң Падишалиғиниң сири силәрниң билишиңларға берилди. Лекин Падишалиқниң сиртидикиләргә һәммә иш тәмсилләр билән уқтурулиду.
Mark UyCyr 4:12  Буниң билән Худаниң мону сөзлири әмәлгә ашурулди: «Қилғанлиримға қарайду, қарайду, мәнасини уқмайду. Сөзлиримни аңлайду, аңлайду, чүшәнмәйду. Ундақ болмисиди, Маңа қайтатти. Мәнму уларни кәчүрүм қилаттим».
Mark UyCyr 4:13  Андин һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Силәр мошу тәмсилниму чүшәнмидиңларму? Ундақта, башқа тәмсилләрни қандақму чүшинисиләр?
Mark UyCyr 4:14  Дехан чачқан уруқ Худаниң сөзидур.
Mark UyCyr 4:15  Чиғир йолға чүшкән уруқлар мундақ адәмләргә тәмсил қилинған болуп, Улар Худаниң сөзини аңлиған һаман шәйтан келип, уларниң қәлбигә чүшкән сөзни елип кетиду.
Mark UyCyr 4:16  Тописи кам ташлиқ йәрләргә чүшкән уруқлар мундақ кишиләргә тәмсил қилинған. Улар Худаниң сөзини аңлиған һаман хошаллиқ билән қобул қилиду.
Mark UyCyr 4:17  Һалбуки, Худаниң сөзи уларда йилтиз тартмиғачқа, улар узунға бәрдашлиқ берәлмәйду. Худаниң сөзигә ишәнгәнлигидин қийинчилиқ яки зиянкәшликкә учриса, дәрһал Худа йолидин чәтнәп кетиду.
Mark UyCyr 4:18  Йәнә бәзи кишиләр болса тикәнликкә чүшкән уруқларға тәмсил қилинған.
Mark UyCyr 4:19  Ундақ кишиләрниң көңлигә бу дунияниң әндишилири, байлиқниң езиқтуруши вә башқа нәрсиләргә болған һәвәсләр киривелип, Худаниң сөзини боғуветидудә, улар һосулсиз қалиду.
Mark UyCyr 4:20  Йәнә бәзи кишиләр үнүмлүк топиға чүшкән уруқларға тәмсил қилинған. Улар Худаниң сөзини аңлап, қобул қилиду. Худаниң сөзи уларда оттуз, атмиш, һәтта йүз һәссә һосул бериду.
Mark UyCyr 4:21  Һәзрити Әйса уларға йәнә мундақ деди: — Ким чирақни йеқип, уни дас яки каривәт астиға йошуруп қойиду? У әлвәттә чирақни чирақдан үстигә қоймамду?
Mark UyCyr 4:22  Һәр қандақ мәхпий иш ашкариланмай қалмайду; йошурун тутулған һәр қандақ иш паш болмай қалмайду.
Mark UyCyr 4:23  Бу сөзләрни қулиғиңларда чиң тутуңлар!
Mark UyCyr 4:24  Аңлиғанлириңларға зеһин қоюңлар! Силәр қанчилик көп зеһин қойсаңлар, силәргә шунчә көп чүшәнчә берилиду, һәтта йетип ашқи­дәкму берилиду.
Mark UyCyr 4:25  Чүнки кимдә әқил-парасәт болса, униңға техиму көп берилиду. Лекин кимдә әқил-парасәт болмиса, униңда бар болғиниму елип кетилиду.
Mark UyCyr 4:26  Кейин һәзрити Әйса мундақ деди: — Худаниң Падишалиғи йәнә буниңға охшайду: Дехан топиға уруқ чачиду.
Mark UyCyr 4:27  У кечиси ухлайду, күндүзи туриду. Уруқ үнүп йетишиду. Лекин у дехан қандақсигә бундақ болғанлиғини билмәйду.
Mark UyCyr 4:28  Топа тәбиий һалда һосул бериду. Уруқ авал үниду, кейин баш чиқириду, ахирда башақлар толуқ дан тутиду.
Mark UyCyr 4:29  Дан пишип йетилгәндә, у дехан дәрһал оғақ салиду, чүнки һосул жиғиш вақти кәлгән болиду.
Mark UyCyr 4:30  Һәзрити Әйса йәнә мундақ деди: — Худаниң Падишалиғини немигә охшитай? Қандақ бир тәмсил билән сүрәтләп берәй?
Mark UyCyr 4:31  У гоя бир тал қича уруғиға охшайду. Қича уруғи пүтүн уруқларниң ичидә әң кичик болсиму,
Mark UyCyr 4:32  терилгәндин кейин, һәр қандақ зираәттин егиз өсүп шундақ шахлайдуки, қуш­ларму униң сайисидә угилайду.
Mark UyCyr 4:33  Һәзрити Әйса Худаниң сөзини буниңға охшаш нурғун тәмсилләр билән җамаәт чүшинәлигидәк қилип чүшәндүрәтти.
Mark UyCyr 4:34  Тәмсил кәлтүрмәй туруп һеч қандақ тәлим бәрмәтти. Өз шагиртлири билән ялғуз қалғинида, уларға һәммини чүшәндүрүп берәтти.
Mark UyCyr 4:35  У күни кәчқурун һәзрити Әйса шагиртлириға: — Көлниң у қетиға өтәйли, — деди.
Mark UyCyr 4:36  Шагиртлар халайиқтин айри­лип, һәзрити Әйса олтарған кемигә чүшүп, Уни елип жүрүп кетишти. Улар билән биллә маңған башқа кемиләрму бар еди.
Mark UyCyr 4:37  Қаттиқ боран чиқип, долқунлар шундақ урдики, кемигә су тошай дәп қалған еди.
Mark UyCyr 4:38  Һәзрити Әйса кеминиң аяқ тәрипидә ястуққа баш қоюп уйқиға кәткән еди. Шагиртлар Уни ойғитип: — Устаз, биз ғәриқ болуш алдида туруватсақ, кариңиз йоқму? — дейишти.
Mark UyCyr 4:39  Һәзрити Әйса орнидин туруп, боранға буйруқ қилди вә долқун­ларға: «Тохта! Тиничлан!» деди. Буниң билән боран тохтап, долқун пәсләп, җим-җит болуп қалди.
Mark UyCyr 4:40  Һәзрити Әйса шагиртлириға: — Неманчә қорқисиләр! Техичә ишәнчиңлар йоқму? — деди.
Mark UyCyr 4:41  Улар болса қаттиқ қорқунуч ичидә бир-биригә: — Бу Адәм зади Кимду? Һәтта боран вә долқунларму Униң гепини аңлайдикән һә! — дәп кетишти.
Chapter 5
Mark UyCyr 5:1  Улар көлниң у қетидики герасалиқлар туридиған йәргә барди.
Mark UyCyr 5:2  Һәзрити Әйса кемидин чүшүши биләнла, җин чаплашқан бир адәм гөр қилинидиған өңкүрләрниң биридин чиқип, Униң алдиға жүгәрди.
Mark UyCyr 5:3  У адәм өңкүрләрни макан тутқан болуп, һеч ким уни һәтта зәнҗир биләнму бағлап қоялматти.
Mark UyCyr 5:4  Бир нәччә қетим қоллири зәнҗирлинип, путлириға кишәнләр селинған болсиму, зәнҗирләрни үзүп, кишәнләрни чеқивәткән еди. Һеч ким уни бойсундуралмиған еди.
Mark UyCyr 5:5  Кечә-күндүз мазарлиқ вә далаларда вақирап-җақирап жүрәтти. Өз-өзини таш билән уруп яриландуратти.
Mark UyCyr 5:6  У һәзрити Әйсани жирақтин көрүп, жүгригән пети Униң алдиға берип, йәргә баш қойди
Mark UyCyr 5:7  вә қаттиқ вақирап: — Улуқ Худа Оғли Әйса, ишимға арилашма! Худа алдида Сәндин өтүнүп сораймәнки, мени қийнима! — деди.
Mark UyCyr 5:8  Сәвәви һәзрити Әйса: «Һәй җин, бу адәмниң тенидин чиқ!» дәп буйруған еди.
Mark UyCyr 5:9  Андин һәзрити Әйса бу адәмдин: — Исмиң немә? — дәп сориди. — Исмим «Миңлиған», чүнки санимиз көп, — дәп җавап бәрди бу адәмни сөзлитиватқан җин
Mark UyCyr 5:10  вә һәзрити Әйсадин өзлирини у зиминдин чиқиривәтмәсликни тәләп қилип, көп өтүнүп ялвурди.
Mark UyCyr 5:11  Шу әтраптики тағ бағрида чоң бир топ тоңғуз падиси озуқлинип жүрәтти.
Mark UyCyr 5:12  Җинлар һәзрити Әйсаға: — Бизни мошу тоңғуз падисиға һайдавәткин, уларниң ичигә кирип кетишкә иҗазәт бәргин, — дәп ялвурушти.
Mark UyCyr 5:13  Һәзрити Әйсаниң иҗазити билән җинлар чиқип, тоңғузларниң тенигә кирип кәтти. Икки миңға йеқин тоңғуз терә-перәң болуп, жүгригән пети тик ярдин чүшүп, көлгә ғәриқ болди.
Mark UyCyr 5:14  Тоңғуз баққучилар у йәрдин қечип шәһәр-йезиларда бу хәвәрни тарқатти. Халайиқму әһвални көргили чиқишти.
Mark UyCyr 5:15  Улар һәзрити Әйсаниң йениға кәлгинидә, илгири миңлиған җинларға әсир болған һелиқи адәмниң кийимлирини кийип, әс-һоши җайида һалда олтар­ғинини көрүп, қорқуп кетишти.
Mark UyCyr 5:16  Бу мөҗүзини көргәнләр җин чаплашқан адәмниң қутқузулғанлиғи вә тоңғузларниң ақивитини халайиққа сөзләп бәрди.
Mark UyCyr 5:17  Буниң билән хәлиқ һәзрити Әйсаниң уларниң зиминидин чиқип кетишини тәләп қилди.
Mark UyCyr 5:18  Һәзрити Әйса кемигә чиқиватқанда, илгири җин чаплашқан һелиқи адәм Униңға: — Мәнму Сиз билән биллә кетәй, — дәп ялвурди.
Mark UyCyr 5:19  Лекин һәзрити Әйса униңға рухсәт қилмай: — Уруқ-туққанлириңниң йениға берип, уларға Рәббиңниң саңа нәқәдәр чоң ишларни қилип бәргәнлигини вә қанчилик меһир-муһәббәт көрсәткәнлигини йәткүзгин, — деди.
Mark UyCyr 5:20  У адәм қайтип берип, һәзрити Әйсаниң өзигә қилип бәргән чоң ишларни Он шәһәр районида тарқитишқа башлиди. Буни аңлиғанларниң һәммиси һәйран қелишти.
Mark UyCyr 5:21  Һәзрити Әйса кемә билән көлниң у қетиға қайтқинида, нурғун халайиқ көл бойида йәнә Униң йениға жиғилди.
Mark UyCyr 5:22  Бу чағда мәлум бир ибадәтханиниң Яир исимлиқ бир җавапкәр адими кәлди. У һәзрити Әйсани көрүп, айиғиға жиқилип: — Кичик қизим сәкратқа чүшүп қалди. Берип униңға қолуңизни тәккүзүп қойсиңиз, у сақийип өмүр сүрсә! — дәп ялвурди.
Mark UyCyr 5:23  Бу чағда мәлум бир ибадәтханиниң Яир исимлиқ бир җавапкәр адими кәлди. У һәзрити Әйсани көрүп, айиғиға жиқилип: — Кичик қизим сәкратқа чүшүп қалди. Берип униңға қолуңизни тәккүзүп қойсиңиз, у сақийип өмүр сүрсә! — дәп ялвурди.
Mark UyCyr 5:24  Һәзрити Әйса у адәм билән биллә барди. Униң әтрапиға олиши­валған халайиқму кәйнидин әгишип меңишти.
Mark UyCyr 5:25  Топниң ичидә хун тәврәш кесилигә гириптар болғиниға он икки жил болған бир аял бар еди.
Mark UyCyr 5:26  У нурғун тевипларниң қолида көп азап чекип, бар-йоқини сәрип қилған болсиму, кесили яхшиланмақ түгүл техиму еғирлишип кәткән еди.
Mark UyCyr 5:27  Бу аялму һәзрити Әйса һәққидики гәп-сөзләрни аңлиған еди. Шуниң үчүн халайиқниң арисидин қистилип кирип, арқа тәрәптин Униң чапинини силап қойди.
Mark UyCyr 5:28  Чүнки у ичидә «Һәзрити Әйсаниң чапинини тутсамла, чоқум сақийип кетимән», дәп ойлиған еди.
Mark UyCyr 5:29  Хун шу ан тохтап, аял өзиниң кесәл азавидин қутулғанлиғини һис қилди.
Mark UyCyr 5:30  Дәл шу вақитта һәзрити Әйса вуҗудидин қудритиниң чиққанлиғини сәзди. У халайиқниң ичидә кәйнигә бурулуп: — Кийимимни тутқан ким? — дәп сориди.
Mark UyCyr 5:31  Шагиртлири Униңға: — Өп-чөриңиздики халайиқниң қистап келиватқанлиғини көрүп туруп, йәнә: «Мени тутқан ким?» дәп сорайсизғу? — дейишти.
Mark UyCyr 5:32  Бирақ һәзрити Әйса Өзини тутқан кишини тепиш үчүн давамлиқ әтрапиға қариди.
Mark UyCyr 5:33  Өзидә немә әһвалниң йүз бәргәнлигини сәзгән аялму қорққинидин титригән һалда һәзрити Әйсаниң алдиға келип, айиғиға жиқилди вә Униңға һәқиқий әһвални ейтти.
Mark UyCyr 5:34  Һәзрити Әйса униңға: — Қизим, ишәнчиң сени сақайтти! Теч-аман қайт. Давамлиқ сала­мәт бол, — деди.
Mark UyCyr 5:35  Һәзрити Әйса бу сөзни қиливатқанда, ибадәтханиниң җавапкәр адиминиң өйидин кишиләр келип, ибадәтханиниң җавапкәр адимигә: — Қизиңиз җан үзди. Әнди Устазни аварә қилишниң һаҗити йоқмикин, — дейишти.
Mark UyCyr 5:36  Һәзрити Әйса бу сөзләргә қаримай, ибадәтханиниң җавапкәр адимигә: — Қорқмиғин! Пәқәт ишәнгин, — деди.
Mark UyCyr 5:37  Шуниң билән һәзрити Әйса Петрус, Яқуп вә Яқупниң иниси Юһаннани елип йолға чиқти. Улардин башқа һеч кимниң Өзи билән биллә беришиға рухсәт қилмиди.
Mark UyCyr 5:38  Улар ибадәтханиниң җавапкәр адиминиң өйи алдиға кәлгәндә, һәзрити Әйса қаттиқ дат-пәрият көтәргән кишиләр топини көрди.
Mark UyCyr 5:39  Һәзрити Әйса өйгә кирип, уларға: — Немишкә дат-пәрият көтирип жиғлайсиләр? Бала өлмиди, ухлап қапту, — деди.
Mark UyCyr 5:40  Бирақ улар һәзрити Әйсани мәсқирә қилишти. Һәзрити Әйса һәммисини ташқириға чиқиривәткәндин кейин, балиниң ата-анисини вә биллә кәлгән шагиртлирини елип, бала бар өйгә кирди.
Mark UyCyr 5:41  У балиниң қолидин тартип, униңға: «Талита куми», деди. Бу сөзниң мәнаси «Қизим, саңа ейтимәнки, орнуңдин тур» дегәнлик еди.
Mark UyCyr 5:42  Он икки яшлиқ бу қиз шу ан орнидин туруп, меңишқа башлиди. У йәрдикиләр бу ишқа интайин һәйран болушти.
Mark UyCyr 5:43  Һәзрити Әйса уларға бу ишни һеч кимгә ейтмаслиқни қаттиқ тапилиди вә уларға қизниң қосиғиға бир нәрсә беришни буйриди.
Chapter 6
Mark UyCyr 6:1  Һәзрити Әйса у йәрдин чиқип, Өз жутиға қайтти. Шагирт­лириму Униң билән биллә еди.
Mark UyCyr 6:2  Дәм елиш күни һәзрити Әйса ибадәтханида тәлим беришкә башлиди. Униң сөзлирини аңлиған җамаәт һәйран болушуп: — Бу Адәм буларни нәдин үгәнгәнду? Униңға мунчивала әқил-парасәтни ким бәргәнду? Бу мөҗүзиләрни қандақ яритидиғанду?
Mark UyCyr 6:3  У пәқәт аддий бир яғашчиғу? Мәрийәм Униң аниси, Яқуп, Йосә, Йәһуда вә Симун Униң қериндашлири әмәсму? Сиңиллири бу йәрдә Өз ичимиздиғу? — дейишәтти. Шуниң билән улар Уни рәт қилди.
Mark UyCyr 6:4  Һәзрити Әйса уларға: — Пәйғәмбәр өз жути, уруқ-туққанлири арисида вә өз өйидә һөр­мәткә сазавәр болмайду, — деди.
Mark UyCyr 6:5  Шуңа һәзрити Әйса у йәрдә бир қанчә бемарни уларниң учисиға қоллирини тәккүзүп сақайтқандин башқа, һеч қандақ мөҗүзә көрситишни тоғра тапмиди.
Mark UyCyr 6:6  У бу кишиләрниң Өзигә ишәнмигәнлигидин һәйран қалди. Кейин һәзрити Әйса әтраптики йеза-кәнтләрни айлинип тәлим беривататти.
Mark UyCyr 6:7  У он икки шагиртини йениға чақирип, уларға җинларни һайдаш һоқуқини бәрди вә хәлиқ арисиға икки-иккидин әвәтти.
Mark UyCyr 6:8  Һәм уларға сәпәрдә йениға һасидин башқа нәрсә еливалмаслиқ, нә нан, нә хурҗун көтәрмәслик, пулму селивалмаслиқни ейтти.
Mark UyCyr 6:9  Путиға аяқ кийишкә иҗазәт бәрди, бирақ бирәр артуқ көйнәк еливалмаслиқни буйриди.
Mark UyCyr 6:10  У йәнә: — Бир жутқа барғиниңларда, қайси аилидә қарши елинсаңлар, у йәрдин кәткичә шу аилидила туруңлар.
Mark UyCyr 6:11  Әгәр бирәр йәрдики кишиләр силәрни қарши алмиса вә сөзүңларни аңлимиса, у йәрдин қайтишиңларда, уларни агаһландуруш үчүн айиғиңлардики топини қеқиветиңлар! — деди.
Mark UyCyr 6:12  Шундақ қилип, шагиртлар йолға чиқип, кишиләрни гуналириға товва қилишқа чақирди.
Mark UyCyr 6:13  Улар нурғун җинларни һайдиди, нурғун бемарларға зәйтун йеғини сүркәп сақайтти.
Mark UyCyr 6:14  Һирод хан һәзрити Әйса һәққидики һәммә ишлардин хәвәр тапти, чүнки һәзрити Әйсаниң даңқи һәммә йәргә пур кәткән еди. Бәзиләр: «Бу Адәм өлүмдин тирилгән чөмүлдүргүчи Йәһия болса керәк. Униң пәвқуладдә қудрәтләргә егә болғанлиғиниң сәвәви әйнә шу», дейишәтти.
Mark UyCyr 6:15  Бәзиләр: «У Илияс пәйғәмбәр» десә, йәнә бәзиләр: «Бурунқи пәйғәмбәрләрдәк бир пәйғәмбәр болса керәк», дейишәтти.
Mark UyCyr 6:16  Буларни аңлиған Һирод хан: — Мән каллисини алдурған Йәһия тирилипту! — деди.
Mark UyCyr 6:17  Һиродниң бундақ дейишиниң сәвәви, у өгәй акиси Филипниң аяли Һиродийәни тартивалғанда, у аялниң тәливи билән Йәһияни тутқун қилип, зинданға ташлиған еди. Чүнки Йәһия Һиродқа: «Акаңниң аялини тартивелишиң Тәврат қануниға хилаптур», дәп кәлгән еди.
Mark UyCyr 6:18  Һиродниң бундақ дейишиниң сәвәви, у өгәй акиси Филипниң аяли Һиродийәни тартивалғанда, у аялниң тәливи билән Йәһияни тутқун қилип, зинданға ташлиған еди. Чүнки Йәһия Һиродқа: «Акаңниң аялини тартивелишиң Тәврат қануниға хилаптур», дәп кәлгән еди.
Mark UyCyr 6:19  Һиродийә шу сәвәптин Йәһия пәйғәмбәргә өчмәнлик сақлап, уни өлтүрүвәтмәкчи болсиму, лекин әмәлгә ашуралмиған еди.
Mark UyCyr 6:20  Чүнки Йәһия пәйғәмбәрниң дурус вә Худаға аталған бир адәм екәнлигини билидиған Һирод хан униңдин қорқатти вә уни муһапизәт қилатти. Һирод Йәһия пәйғәмбәрниң сөзлирини аңлиған чағлирида немә қилишини биләлмәй қалатти. Бирақ униң сөзлирини йәнила қизиқип аңлатти.
Mark UyCyr 6:21  Һиродийә күткән пурсәт ахир йетип кәлди. Һирод өзиниң туғул­ған күнини хатириләш үчүн чоң зияпәт өткүзүп, қол астидики әмәл­дарлар, команданлар вә Җәлилийә өлкисидики жут чоңлирини күтүвалди.
Mark UyCyr 6:22  Һиродийәниң бурунқи еридин болған қизи кирип уссул ойнап бәрди. Бу Һирод билән меһманларға бәкму йеқип кәтти. Һирод хан қизға: — Мәндин немә тәләп қилсиңиз, шуни беримән, — деди.
Mark UyCyr 6:23  Арқидин­ла у қәсәм қилип йәнә: — Мәндин немә тәләп қилсиңиз, һәтта ханлиғимниң йеримини десиңизму, мәрһәмәт, — деди.
Mark UyCyr 6:24  Қиз ташқириға чиқип, анисидин: — Немә тәләп қилай? — дәп сориди. — Чөмүлдүргүчи Йәһияниң каллисини тәләп қил, — деди аниси.
Mark UyCyr 6:25  Қиз шу ан Һирод ханниң алдиға жүгрәп кирип: — Чөмүлдүргүчи Йәһияниң каллисини дәрһал бир тәхсигә қоюп кәлтүрүшиңизни тәләп қилимән, — деди.
Mark UyCyr 6:26  Һирод хан буниңға наһайити оңайсизланған болсиму, меһман­ларниң алдида қилған қәсими түпәйлидин, қизниң тәливини рәт қилишни рава көрмиди.
Mark UyCyr 6:27  У дәрһал бир җаллат әвәтип, Йәһия пәйғәм­бәрниң каллисини елип келишни буйриди. Җаллат зинданға берип Йәһия пәйғәмбәрниң каллисини елип,
Mark UyCyr 6:28  уни бир тәхсигә қоюп, қизниң алдиға елип кәлди. Қиз уни анисиға тапшурди.
Mark UyCyr 6:29  Буниңдин хәвәр тапқан Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлири келип, җәсәтни елип берип йәрликкә қойди.
Mark UyCyr 6:30  Йеза-қишлақларға әвәтилгән әлчиләр қайтип келип, һәзрити Әйсаниң алдиға жиғилди вә қилған ишлири һәм бәргән тәлимлирини Униңға мәлум қилишти.
Mark UyCyr 6:31  Келип-кетиватқанлар наһайити көп болған­лиқтин, һәзрити Әйса вә шагиртларға ғизалинишқиму вақит чиқ­миди. Шуңа һәзрити Әйса уларға: — Җүрүңлар, Мән билән хали бир җайға берип, бир дәм арам елиңлар, — деди.
Mark UyCyr 6:32  Буниң билән улар кемигә чүшүп, хали бир йәргә қарап йол алди.
Mark UyCyr 6:33  Бирақ уларниң кетиватқанлиғини көргән бир мунчә кишиләр уларни тонувалған еди. Халайиқ әтраптики пүтүн йезилардин бәс-бәс билән пиядә йолға чиқип, улардин бурун у йәргә йетип беришти.
Mark UyCyr 6:34  Һәзрити Әйса кемидин чүшүп, нурғун халайиқни көрди. Қойчисиз қой падисиға охшайдиған бу инсанларға ич ағритти вә уларға көп нәрсиләрни үгитишкә башлиди.
Mark UyCyr 6:35  Вақит бир йәргә берип қалған еди. Шагиртлири һәзрити Әйса­ниң алдиға келип: — Бу хали бир җай екән, кәч кирип кәтти.
Mark UyCyr 6:36  Халайиқни тарқити­вәткән болсиңиз, улар әтраптики йеза-қишлақларға берип, өзлиригә йәйдиған бир нәрсә сетивалсун, — деди.
Mark UyCyr 6:37  Лекин һәзрити Әйса: — Уларға өзәңлар тамақ бериңлар, — деди. Шагиртлар һәзрити Әйсадин: — Йерим жиллиқ киримни хәшләп, уларға нан әкелип бөлүп берәм­дуқ? — дәп сориди.
Mark UyCyr 6:38  — Қанчә нениңлар бар? Қарап беқиңлар, — деди һәзрити Әйса уларға. Улар тәкшүрүп кәлгәндин кейин: — Биздә бәш нан билән икки белиқ бар екән, — дейишти.
Mark UyCyr 6:39  Һәзрити Әйса уларға халайиқни топ-топ қилип йешил чимлиқта олтарғузушни буйриди.
Mark UyCyr 6:40  Халайиқ йүздин, әлликтин болуп олтиришти.
Mark UyCyr 6:41  Һәзрити Әйса бәш нан билән икки белиқни қолиға елип, асманға қарап Худаға шүкүр ейтти. Андин нанларни уштуп, көпчиликкә тарқитип бериш үчүн шагиртлириға бәрди. Икки белиқниму шундақ қилди.
Mark UyCyr 6:43  Шагиртлар ешип қалған нан вә белиқ парчилирини он икки севәткә лиқ жиғивалди.
Mark UyCyr 6:44  Тамақ йегән әрләрниң санила бәш миң еди.
Mark UyCyr 6:45  Буниң кәйнидинла, һәзрити Әйса шагиртлириниң кемигә олти­рип, Өзидин авал көлниң у қетидики Бәйтсайда йезисиға өтүшини буйриди. Бу арида Өзи халайиқни тарқитивәтти.
Mark UyCyr 6:46  Уларни узатқандин кейин, дуа-тилавәт қилиш үчүн таққа чиқти.
Mark UyCyr 6:47  Кәчқурун кемә көлниң оттурисиға барған еди. Қуруқлуқта Өзи ялғуз қалған һәзрити Әйса
Mark UyCyr 6:48  шагиртлириниң палақни наһайити тәстә уруватқанлиғини көрди, чүнки қарши тәрәптин шамал чиқивататти. Таң етишқа аз қалғанда, һәзрити Әйса көлниң үстидә меңип, шагирт­лири тәрәпкә кәлди вә уларниң йенидин өтүп кәтмәкчи болди.
Mark UyCyr 6:49  Шагиртлар һәзрити Әйсаниң көлниң үстидә меңип келиват­қан­лиғини көрүп, Уни алвасти, дәп ойлап вақиришип кәтти.
Mark UyCyr 6:50  Һәммиси Уни көрүп интайин алақзадә болушқан еди. Лекин һәзрити Әйса дәрһал уларға: — Хатирҗәм болуңлар, бу Мән, қорқмаңлар! — деди.
Mark UyCyr 6:51  Һәзрити Әйса кемигә чиқип уларға қошулғанда, шамал тохтиди. Шагиртлар буниңдин интайин һәйран қелишти.
Mark UyCyr 6:52  Чүнки улар нан тоғрисидики мөҗүзини техичә чүшәнмигән еди, уларниң қәлблири болса қетип кәткән еди.
Mark UyCyr 6:53  Һәзрити Әйса билән шагиртлири көлниң қарши қетиға бери­шида, Гинәсар дегән йәрдә қуруқлуққа чиқип кемини бағлиди.
Mark UyCyr 6:54  Улар кемидин чүшүши биләнла, хәлиқ һәзрити Әйсани тонувалди.
Mark UyCyr 6:55  Улар жүгришип жүрүп, бу хәвәрни әтраптики җайларға йәткүзди. Һәзрити Әйса қәйәрдә болса, кишиләр бемарларни зәмбилләргә селип, шу йәргә елип беришти.
Mark UyCyr 6:56  Һәзрити Әйса мәйли йеза, мәйли шәһәр яки қишлаққа барсун, халайиқ бемарларни асаслиқ кочиларға елип чиқип ятқузуп, һәзрити Әйсадин бемарларниң һеч болмиғанда Униң тониниң пешигә болсиму қолини тәккүзүвелишиға рухсәт қилишини сорап ялвуратти. Униңға қолини тәккүзгән кесәлләрниң һәммиси сақайди.
Chapter 7
Mark UyCyr 7:1  Бир күни Йерусалимдин кәлгән бәзи пәрисийләр вә Тәврат устазлири һәзрити Әйсаниң чөрисигә жиғилди.
Mark UyCyr 7:2  Улар һәзрити Әйсаниң шагиртлири ичидә бәзилириниң тамақтин бурун қол жуюш диний қаидисини ада қилмайла тамақ йәватқанлиғини көрди.
Mark UyCyr 7:3  (Пәрисийләр, җүмлидин пүтүн йәһудийлар әҗдатлириниң әнъәниси бойичә қоллирини пакиз жуймай туруп тамақ йемәйду.
Mark UyCyr 7:4  Шуниңдәк, базардин алған нәрсиләрниму жуймай йемәйду. Униңдин башқа, қәдәһ, чөгүн вә мис қачиларни жуюш тоғрисидиму бир мунчә әнъәниләргә риайә қилиду.)
Mark UyCyr 7:5  Пәрисийләр вә Тәврат устазлири һәзрити Әйсадин: — Шагиртлириң немишкә әҗдатлиримизниң әнъәнилиригә риайә қилмайду? Немишкә напак қоллири билән тамақ йәйду? — дәп сорашти.
Mark UyCyr 7:6  Һәзрити Әйса уларға мундақ җавап бәрди: — Худа Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтқан мону сөзләр силәр сахтипәзләргә немә дегән мас келиду һә?! Униң Язмисида мун­дақ йезилған: «Бу хәлиқ Мени ағзидила һөрмәтләйду, Лекин қәлби Мәндин жирақ.
Mark UyCyr 7:7  Маңа қилған ибадити бекардур. Чүнки үгәткәнлири Худаниң әмирлири әмәс, Бәлки өзлири чиқиривалған пәтивалардур».
Mark UyCyr 7:8  Силәр Худаниң әмрини бир яққа қайрип қоюп, инсанларниң әнъәнисигә есиливалидикәнсиләр.
Mark UyCyr 7:9  Һәзрити Әйса уларға йәнә мундақ деди: — Өз әнъәнәңларни сақлап қелиш үчүн, Худаниң әмирлирини бир яққа қайрип қоюшта неманчә устилиқ қилисиләр!
Mark UyCyr 7:10  Муса пәйғәмбәр «Ата-анаңни һөрмәт қил» вә «Атиси яки анисини һақарәтлигәнләргә өлүм җазаси берилсун», дәп буйруған.
Mark UyCyr 7:11  Лекин силәр: «Ата-анисиға: ‹ Мәндин алидиған пүтүн маддий ярдимиңларни қурван қилдим, йәни Худаға атавәттим › десә,
Mark UyCyr 7:12  у адәм өз ата-анисиниң һалидин хәвәр алмисиму болиду», дәп үгитисиләр.
Mark UyCyr 7:13  Шундақ қилип, әвлаттин-әвлатқичә давамлаштуруп кәлгән әнъәнилириңларни дәп Худаниң әмрини йоққа чиқирисиләр. Силәр бундақ ишларни көп қилисиләр.
Mark UyCyr 7:14  Һәзрити Әйса халайиқни йәнә йениға чақирип, уларға: — Һәммиңлар сөзүмгә қулақ селиңлар вә шуни чүшиниңларки,
Mark UyCyr 7:15  инсанниң сиртидин ичигә киридиған нәрсиләрниң һеч қандиғи уни напак қилмайду, инсанни напак қилидиғини инсанниң ичидин чиқидиғинидур. {
Mark UyCyr 7:16  Бу сөзләрни қулиғиңларда чиң тутуңлар!} — деди.
Mark UyCyr 7:17  Һәзрити Әйса халайиқтин айрилип өйгә киргәндә, шагиртлири Униңдин бу тәмсилниң мәнасини сориди.
Mark UyCyr 7:18  Һәзрити Әйса уларға: — Силәрму техичә чүшәнмәйватамсиләр? Сирттин инсанниң ичигә киридиған һәр қандақ нәрсиниң уни напак қилалмайдиғанлиғини чүшәнмәмсиләр?
Mark UyCyr 7:19  Сирттин киргән нәрсә инсанниң қәлбигә әмәс, ашқазиниға бариду. У йәрдин тәрәт болуп чиқип кетиду, — деди. Һәзрити Әйса бу сөзләр арқилиқ йемәкликләрниң һәммисиниң һалал екәнлигини билдүргән еди.
Mark UyCyr 7:20  Һәзрити Әйса сөзини давамлаштуруп мундақ деди: — Инсанни напак қилидиғини инсанниң ичидин чиқидиғинидур.
Mark UyCyr 7:21  Чүнки яман нийәт, җинсий әхлақсизлиқ, оғрилиқ, қатиллиқ,
Mark UyCyr 7:22  нека садиқлиғини бузуш, ачкөзлүк, яманлиқ, һелигәрлик, шәһванийлиқ, көрәлмәслик, төһмәтхорлуқ, тәкәббурлуқ вә һамақәтликләр инсанниң ичидин, йәни қәлбидин чиқиду.
Mark UyCyr 7:23  Бу яманлиқларниң һәммиси инсан­ниң ичидин чиқип, инсанни напак қилиду.
Mark UyCyr 7:24  Һәзрити Әйса у йәрдин чиқип Тир шәһириниң әтрапидики районларға барди. У йәрдә бир өйгә кирди. Әслидә У буни һеч кимниң билишини халимиған болсиму, лекин йошуралмиди.
Mark UyCyr 7:25  Җин тәккән кичиккинә бир қизниң аниси һәзрити Әйса тоғрисидики хәвәрни аңлиған һаман йетип келип, һәзрити Әйсаниң айиғиға жиқилди.
Mark UyCyr 7:26  Сурийә өлкисиниң Фәникийә дегән йеридә туғулған йәһудий әмәс бу аял һәзрити Әйсадин қизидики җинни һайдаветишни өтүнди.
Mark UyCyr 7:27  Һәзрити Әйса униңға: — Алди билән балилар йәп тойсун, балиларниң ненини иштларға ташлап бериш тоғра әмәс, — деди.
Mark UyCyr 7:28  Һелиқи аял буниңға җававән: — Шундақ, Тәхсир, бирақ иштларму үстәл астида балилардин чүш­кән нан угаклирини йәйдиғу, — деди.
Mark UyCyr 7:29  Һәзрити Әйса униңға: — Тоғра ейттиңиз. Мошу сөзүңиз үчүн җин қизиңиздин чиқип кәтти, әнди қайтиң, — деди.
Mark UyCyr 7:30  Аял өйигә қайтқинида, қизиниң каривәттә ятқанлиғини көрди. Җин униң тенидин чиқип кәткән еди.
Mark UyCyr 7:31  Һәзрити Әйса Тир шәһириниң әтрапидики районлардин чиқип, Сидон шәһири вә Он шәһәр районидин өтүп, йәнә Җәлилийә көлигә кәлди.
Mark UyCyr 7:32  Кишиләр Униң алдиға паң һәм тили еғир бир адәмни елип келип, униң учисиға қолини тәккүзүп сақайтип қоюшни тәләп қилишти.
Mark UyCyr 7:33  Һәзрити Әйса бу адәмни халайиқ ичидин бир чәткә тартип, униң қулақлириға бармақлирини тиқти вә бармиғиға түкүрүп, униң тилиға тәккүзди.
Mark UyCyr 7:34  Андин асманға қарап чоңқур тинивалғандин кейин, у адәмгә: «Әффата» (мәнаси «ечил»), деди.
Mark UyCyr 7:35  У адәмниң қулақлири шу ан ечилип, тили зуванға келип бемалал гәп қилишқа башлиди.
Mark UyCyr 7:36  Һәзрити Әйса у йәрдикиләргә буни һеч кимгә ейтмаслиқни буйри­ди. Лекин һәр қанчә буйруған болсиму, кишиләр бу хәвәрни шунчә кәң йейивәтти.
Mark UyCyr 7:37  Халайиқ интайин һәйранлиқ ичидә қалған еди. Улар: — У қилған ишларниң һәммиси яхши! Һәтта паңларниң қулақ­лирини ечип, кекәчләрни зуванға кәлтүрди, — дейишти.
Chapter 8
Mark UyCyr 8:1  Шу күнләрниң биридә йәнә нурғун халайиқ жиғилған еди. Улар­ниң йәйдиғини болмиғанлиғи үчүн, һәзрити Әйса шагирт­лирини йениға чақирип:
Mark UyCyr 8:2  — Бу халайиққа ичим ағрийду. Улар үч күндин бери йенимдин кәтмиди, йәйдиған бир нәрсисиму қалмиди.
Mark UyCyr 8:3  Уларни өйлиригә ач қосақ қайтурсам, йолда жиқилип қелиши мүмкин. Униң үстигә, бәзилири жирақ йәрләрдин кәлгән екән, — деди.
Mark UyCyr 8:4  Шагиртлири буниңға җававән: — Бундақ хали бир йәрдә бунчивала кишини тойдурғидәк нанни нәдин тапқили болсун? — дейишти.
Mark UyCyr 8:5  — Қанчә нениңлар бар? — дәп сориди һәзрити Әйса. — Йәттә, — дейишти улар.
Mark UyCyr 8:6  Буниң билән һәзрити Әйса халайиқни йәрдә олтиришқа буй­риди. Андин йәттә нанни қолиға алди вә Худаға шүкүр ейтип уштуп, көпчиликкә тарқитип бериш үчүн шагиртлириға бәрди. Улар көпчиликкә тарқатти.
Mark UyCyr 8:7  Шагиртларда йәнә бир қанчә кичик белиқму бар еди. Һәзрити Әйса булар үчүнму Худаға шүкүр ейтип, шагиртлириға буларниму тарқитишни ейтти.
Mark UyCyr 8:8  Һәммиси йәп тойғандин кейин, шагиртлар ешип қалған парчиларни йәттә севәткә жиғивалди.
Mark UyCyr 8:9  У йәрдә төрт миңчә киши бар еди. Һәзрити Әйса уларни йолға салғандин кейин,
Mark UyCyr 8:10  шагиртлири билән биллә дәрһал кемигә чүшүп, Далманута райониға кәтти.
Mark UyCyr 8:11  Пәрисийләр келип һәзрити Әйса билән муназирилишишкә башлиди. Улар һәзрити Әйсаниң Худа тәрипидин әвәтилгәнлигини синап беқиш мәхситидә, Униңдин бир карамәт көрситишни тәләп қилишти.
Mark UyCyr 8:12  Һәзрити Әйса чоңқур бир улуқ-кичик тинип: — Бу заманниң адәмлири немә үчүн карамәт көрсәт дәпла тури­ди­ғанду? Билип қоюңларки, уларға көрситилидиған карамәт йоқ, — деди.
Mark UyCyr 8:13  Андин улардин айрилип, йәнә кемигә олтирип, көлниң у қетиға өтүп кәтти.
Mark UyCyr 8:14  Шагиртлар нан еливелишни унтуған болуп, кемидә бир нандин башқа йемәклик йоқ еди.
Mark UyCyr 8:15  Һәзрити Әйса уларни агаһландуруп: — Һошияр болуңлар, пәрисийләр билән Һирод ханниң ечитқу­сидин еһтият қилиңлар, — деди.
Mark UyCyr 8:16  Шагиртлар бир-биригә: — Нан әкәлмигәнлигимиз үчүн шундақ дәватса керәк, — дейишти.
Mark UyCyr 8:17  Уларниң немә дейишиватқанлиғини билгән һәзрити Әйса улардин: — Силәр немә үчүн нан әкәлмигәнлигиңлар тоғрисида сөзлиши­силәр? Техичә чүшәнмәйватамсиләр? Қәлбиңлар техичила қат­тиқму?
Mark UyCyr 8:18  Көзүңлар туруп көрмәйватамсиләр? Қулиғиңлар туруп аңлимай­ватамсиләр? Есиңларда йоқму?
Mark UyCyr 8:19  Бәш нанни бәш миң кишигә бөлүп бәргинимдә, ешип қалған нан парчилирини қанчә севәткә жиғивалған едиңлар? — дәп сориди. — Он икки севәткә, — дейишти улар.
Mark UyCyr 8:20  — Йәттә нанни төрт миң кишигә бөлүп бәргинимдә, ешип қалған нанларни қанчә севәткә жиғивалған едиңлар? — деди һәзрити Әйса. — Йәттә севәткә, — дейишти улар.
Mark UyCyr 8:21  Һәзрити Әйса уларға: — Ундақта, йәнә чүшәнмидиңларму? — деди.
Mark UyCyr 8:22  Һәзрити Әйса билән шагиртлири Бәйтсайда йезисиға кәлди. У йәрдә кишиләр һәзрити Әйсаниң алдиға бир кор адәмни елип келип, униңға қолини тәккүзүп сақайтип қоюшни өтүнди.
Mark UyCyr 8:23  Һәзрити Әйса кор адәмниң қолидин йетиләп йезиниң сиртиға елип барди вә униң көзлиригә түкүрүп, қоллирини тәккүзүп: — Бир нәрсә көрүватамсән? — дәп сориди.
Mark UyCyr 8:24  У адәм бешини көтирип: — Кишиләрни көрүватимән. Бирақ улар худди меңип жүридиған дәрәқләрдәк көрүнүватиду, — деди.
Mark UyCyr 8:25  Андин һәзрити Әйса қоллирини у адәмниң көзлиригә йәнә бир қетим тәккүзди. Шуниң билән униң көзлири ечилип, һәммә нәрсини ениқ көрди.
Mark UyCyr 8:26  Һәзрити Әйса бу ишни һеч кимниң уқмаслиғи үчүн уни өйигә қайтуруш алдида униңға: — Өйгә қайтиш йолуңда йезиға кирмә, — дәп тапилиди.
Mark UyCyr 8:27  Һәзрити Әйса шагиртлири билән биллә Филип Қәйсәрийәси дегән районға қарашлиқ йезиларға барди. У йолда шагиртлиридин: — Кишиләр Мени Ким дәп билидикән? — дәп сориди.
Mark UyCyr 8:28  Шагиртлири Униңға: — Бәзиләр Сизни чөмүлдүргүчи Йәһия, бәзиләр Илияс пәйғәмбәр вә йәнә бәзиләр башқа қедимки пәйғәмбәрләрдин бири дәп били­дикән, — дәп җавап беришти.
Mark UyCyr 8:29  Һәзрити Әйса йәнә улардин: — Силәрчу, силәр Мени Ким дәп билисиләр? — дәп сориди. — Сиз Қутқазғучи-Мәсиһ екәнсиз, — дәп җавап бәрди Петрус.
Mark UyCyr 8:30  Һәзрити Әйса уларға бу һәқтә һеч кимгә ейтмаслиқни тапилиди.
Mark UyCyr 8:31  Андин һәзрити Әйса Инсан Оғлиниң нурғун азап-оқубәт тар­тиши, ақсақаллар, алий роһанийлар вә Тәврат устазлири тәрипидин рәт қилиниши, өлтүрүлүши вә үч күндин кейин тирилдүрүлүши керәклигини шагиртлириға уқтурушқа башлиди.
Mark UyCyr 8:32  У буни шагиртларға очуқ-ашкарә сөзлиди. Буниң билән Петрус һәзрити Әйсани бир чәткә тартип, Мәсиһниң бешиға бундақ келишмәсликләрниң кәлмәй­диғанлиғини ейтип, Уни әйиплиди.
Mark UyCyr 8:33  Лекин һәзрити Әйса бурулуп шагиртлириға қариди вә Петрусни әйипләп: — Йоқал көзүмдин, шәйтандәк сөзләватисән! Ойлиғанлириң Худа­ниң әмәс, инсанниң хиялидур, — деди.
Mark UyCyr 8:34  Андин У шагиртлири билән биллә халайиқниму чақирип мундақ деди: — Кимду-ким Маңа әгишишни халиса, өз хаһишидин ваз кечип, өзиниң чапрас яғичини көтирип, Маңа әгәшсун!
Mark UyCyr 8:35  Чүнки өзи үчүнла яшайдиғанлар әксичә һаятидин мәһрум болиду. Бирақ өз хаһишидин ваз кечип, Мән вә Хуш Хәвәр үчүн яшайдиғанлар һаятини сақлалайду.
Mark UyCyr 8:36  Бир адәм пүтүн дунияға егә болуп һаятидин мәһрум қалса, буниң немә пайдиси болсун?!
Mark UyCyr 8:37  Немини төләпму һаятлиққа еришкили болсун?!
Mark UyCyr 8:38  Бу заманниң вапасиз вә гунакар кишилири алдида кимду-ким Мәндин вә Мениң сөзлиримдин номус қилса, Инсан Оғли болған Мәнму Атамниң шан-шәриви ичидә муқәддәс периштәләр билән биллә қайтип кәлгинимдә, униңдин номус қилимән.
Chapter 9
Mark UyCyr 9:1  Һәзрити Әйса уларға йәнә: — Билип қоюңларки, бу йәрдә турғанларниң бәзилири Худа­ниң Падишалиғиниң күч-қудрәт билән аян болғинини көрмигичә өлмәйду.
Mark UyCyr 9:2  Алтә күндин кейин, һәзрити Әйса пәқәт Петрус, Яқуп вә Юһанна­нила елип, егиз бир таққа чиқти. У йәрдә һәзрити Әйсаниң қияпити уларниң көз алдидила өзгәрди.
Mark UyCyr 9:3  Кийимлири көзни шунчилик қамаш­­тур­ғидәк аппақ болуп кәттики, дуниядики һәр қандақ ақарт­қучму кирни унчилик ақарталматти.
Mark UyCyr 9:4  Тосаттин шагиртларға Илияс пәйғәм­бәр вә Муса пәйғәмбәрниң һәзрити Әйса билән сөзлишиват­қанлиғи көрүнди.
Mark UyCyr 9:5  Петрус һәзрити Әйсаға: — Устазим, бу йәрдә болғинимиз немә дегән яхши! Бири Сизгә, бири Муса пәйғәмбәргә, йәнә бири Илияс пәйғәмбәргә дәп, бу йәргә үч кәпә ясайли, — деди.
Mark UyCyr 9:6  Петрус немә дейишини билмәй қалған еди, чүнки шагиртлар наһайити қорқушуп кәткән еди.
Mark UyCyr 9:7  Шу чағда бир парчә булут пәйда болуп, уларни қаплавалди. Булуттин Худаниң: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлум. Униң сөзигә қулақ селиңлар!» дегән авази кәлди.
Mark UyCyr 9:8  Шагиртлар шу ан әтрапиға қарашти, лекин йенида һәзрити Әйсадин башқа һеч ким көрүнмиди.
Mark UyCyr 9:9  Тағдин чүшүветип, һәзрити Әйса шагиртлириға Инсан Оғли өлүмдин тирилдүрүлмигичә, көргәнлирини һеч кимгә ейтмаслиқни буйриди.
Mark UyCyr 9:10  Улар һәзрити Әйсаниң сөзини көңлигә пүкүп, «Өлүмдин тирилиш» дегәнниң мәнасиниң немә екәнлиги тоғрисида өз ара пикирләшти.
Mark UyCyr 9:11  Шагиртлар һәзрити Әйсадин йәнә: — Тәврат устазлири немә үчүн: «Илияс пәйғәмбәр Қутқазғучи-Мәсиһ келиштин авал қайтип келиши керәк» дейишиду? — дәп сорашти.
Mark UyCyr 9:12  Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Әлвәттә, Илияс пәйғәмбәр чоқум Қутқазғучи-Мәсиһтин авал келип, һәммини қелипиға салиду. Ундақта, Муқәддәс Язмиларда Инсан Оғли көп азап-оқубәт чекиду вә рәт қилиниду, дәп йезилғиниға қандақ қарайсиләр? Билип қоюңларки, Илияс пәйғәмбәр һәқиқәтән кәлди вә худди Муқәддәс Язмиларда у һәққидә йезилғандәк, кишиләрниң униңға қилмиған әскилиги қалмиди.
Mark UyCyr 9:13  Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Әлвәттә, Илияс пәйғәмбәр чоқум Қутқазғучи-Мәсиһтин авал келип, һәммини қелипиға салиду. Ундақта, Муқәддәс Язмиларда Инсан Оғли көп азап-оқубәт чекиду вә рәт қилиниду, дәп йезилғиниға қандақ қарайсиләр? Билип қоюңларки, Илияс пәйғәмбәр һәқиқәтән кәлди вә худди Муқәддәс Язмиларда у һәққидә йезилғандәк, кишиләрниң униңға қилмиған әскилиги қалмиди.
Mark UyCyr 9:14  Улар башқа шагиртларниң йениға қайтип барғинида, нурғун халайиқниң уларниң әтрапиға олишивалғанлиғини, бир мунчә Тәврат устазлириниң улар билән муназирилишиватқанлиғини көрди.
Mark UyCyr 9:15  Халайиқ һәзрити Әйсани көрүп интайин һәйран болушти вә жүгрәп келип Униң билән саламлашти.
Mark UyCyr 9:16  Һәзрити Әйса шагиртлиридин: — Улар билән немә тоғрилиқ муназирилишиватисиләр, — дәп сориди.
Mark UyCyr 9:17  Көпчиликтин бири Униңға: — Устаз, мән оғлумни Сизниң алдиңизға елип кәлдим, чүнки униңға җин чаплишивелип, гәп қилалмас қилип қойди.
Mark UyCyr 9:18  Җин һәр қетим оғлумға чаплашса, уни йәргә жиқитиветиду. Балиниң ағзидин көвүк чиқип, чишлири киришип кетиду. Пүтүн әзайи қетип қалиду. Шагиртлириңиздин җинни һайдаветишни сориған едим, бирақ уларниң қоллиридин кәлмиди, — деди.
Mark UyCyr 9:19  — Әй ишәнчи йоқ әвлат! Силәр Маңа ишәнгичә, Мән силәр билән йәнә қанчилик биллә болушум керәк? Йәнә қачанғичә бәрдашлиқ берәй? — деди һәзрити Әйса. — Балини алдимға елип келиңлар.
Mark UyCyr 9:20  Улар балини һәзрити Әйсаниң алдиға елип кәлди. Җин һәзрити Әйсани көрүш биләнла балиниң пүтүн бәдинини тартиштурувәтти. Бала жиқилип, ағзидин көвүк чиқип, йәрдә домилашқа башлиди.
Mark UyCyr 9:21  Һәзрити Әйса балиниң атисидин: — Униң бешиға бу күн кәлгинигә қанчилик вақит болди? — дәп сориди. — Кичигидин тартип шундақ.
Mark UyCyr 9:22  Җин уни йоқитиш үчүн көп қетим отқа вә суға ташлиди. Қолуңиздин кәлсә бизгә шапаәт қилип, һалимизға йәткәйсиз! — деди балиниң атиси.
Mark UyCyr 9:23  — Сиз немишкә қолуңиздин кәлсә дәйсиз? Ишәнчи бар болған адәмгә һәммә иш мүмкин! — деди һәзрити Әйса униңға.
Mark UyCyr 9:24  — Ишәнчим бар, лекин аҗиз. Ишәнчимни күчәйткәйсиз! — деди балиниң атиси шу ан.
Mark UyCyr 9:25  Һәзрити Әйса халайиқниң жүгришип кәлгән­лигини көрүп җинни әйипләп: — Әй адәмләрни паң вә кекәч қилидиған җин! Буйруқ қилимәнки, балиниң тенидин чиқ, иккинчи киргүчи болма! — деди.
Mark UyCyr 9:26  Шуниң билән җин бир пәрият көтәрдидә, балиниң бәдинини қаттиқ тартиштуруп, униң тенидин чиқип кәтти. Бала өлүктәк җим болуп қалди. У йәрдикиләрниң көпчилиги балини «Өлди!» дейишти.
Mark UyCyr 9:27  Лекин һәзрити Әйса балини қолидин тутуп турғанда, бала орнидин турди.
Mark UyCyr 9:28  Һәзрити Әйса өйгә кирип, шагиртлири билән ялғуз қалғанда, улар Униңдин: — Биз немә үчүн җинни һайдалмидуқ? — дәп сорашти.
Mark UyCyr 9:29  Һәзрити Әйса уларға: — Бу хил җинни пәқәт дуа биләнла һайдиғили болиду, — дәп җавап бәрди.
Mark UyCyr 9:30  Улар бу йәрдин чиқип, Җәлилийә өлкиси арқилиқ жүрүп кәтти. Һәзрити Әйса өзлириниң қәйәрдә екәнлигини һеч кимниң билишини халимиди.
Mark UyCyr 9:31  Чүнки У шагиртлириға тәлим бериватқан болуп, Өзи һәққидә: — Инсан Оғли башқиларниң қолиға тапшурулуп өлтүрүлиду. Лекин өлтүрүлүп үч күндин кейин тирилиду, — дегән еди.
Mark UyCyr 9:32  Шагирт­лар бу сөзләрни чүшәнмиди, бирақ һәзрити Әйсадин сорашқиму петиналмиди.
Mark UyCyr 9:33  Улар Кәпәрнаһум шәһиригә кәлди. Өйгә киргәндин кейин, һәзрити Әйса шагиртлиридин: — Йолда немә тоғрисида талаш-тартиш қилиштиңлар? — дәп сориди.
Mark UyCyr 9:34  Уларниң һеч қайсиси зуван сүрмиди, чүнки улар йолда кимниң әң улуқ екәнлиги тоғрисида талаш-тартиш қилишқан еди.
Mark UyCyr 9:35  Һәзрити Әйса олтирип он икки шагиртини йениға чақирип, уларға: — Ким алдинқиси болушни халиса, әң ахирқиси вә һәммисиниң хизмәткари болсун, — деди.
Mark UyCyr 9:36  Андин У кичик бир балини оттурида турғузди вә уни қучиғиға елип туруп, уларға мундақ деди:
Mark UyCyr 9:37  — Ким Мени дәп, бундақ кичик балини қобул қилса, у Мениму қобул қилған болиду. Ким Мени қобул қилса, у Мени әмәс, бәлки Мени Әвәткүчиниму қобул қилған болиду.
Mark UyCyr 9:38  Юһанна һәзрити Әйсаға: — Устаз, Сизниң намиңиз билән җинларни һайдаватқан бирсини көрдуқ. Лекин у бизгә охшаш Сизгә әгәшмигәнлиги үчүн, уни тосидуқ, — деди.
Mark UyCyr 9:39  — Уни тосимаңлар, — деди һәзрити Әйса, — чүнки Мениң намим билән мөҗүзә яратқан киши арқидинла Мениң үстүмдин яман гәп қилмайду.
Mark UyCyr 9:40  Бизгә қарши турмиғанлар бизни қоллиғанлардур.
Mark UyCyr 9:41  Билип қоюңларки, Қутқазғучи-Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, силәргә һәтта бирәр чинә су бәргән кишиму җәзмән Мениң мукапитимдин мәһрум қалмайду.
Mark UyCyr 9:42  — Кимду-ким Маңа ишәнгән бундақ кичикләрдин бирини гунаға аздурса, шу адәм үчүн ейтқанда бойниға йоған түгмән теши есилған һалда деңизға чөктүрүлгини әвзәл.
Mark UyCyr 9:43  Әгәр қолуң сени гунаға аздурса, уни кесип ташла. Икки қолуң бар һалда дозаққа, мәңгү өчмәс отқа киргиниңдин көрә, чолақ һалда мәңгүлүк һаятқа еришкиниң әвзәл.
Mark UyCyr 9:44  Әгәр қолуң сени гунаға аздурса, уни кесип ташла. Икки қолуң бар һалда дозаққа, мәңгү өчмәс отқа киргиниңдин көрә, чолақ һалда мәңгүлүк һаятқа еришкиниң әвзәл.
Mark UyCyr 9:45  Әгәр путуң сени гунаға аздурса, уни кесип ташла. Икки путуң бар һалда дозаққа ташланғиниңдин көрә, току һалда мәңгүлүк һаятқа еришкиниң әвзәл.
Mark UyCyr 9:46  Әгәр путуң сени гунаға аздурса, уни кесип ташла. Икки путуң бар һалда дозаққа ташланғиниңдин көрә, току һалда мәңгүлүк һаятқа еришкиниң әвзәл.
Mark UyCyr 9:47  Әгәр көзүң сени гунаға аздурса, уни оюп ташла. Икки көзүң бар һалда дозаққа ташланғиниңдин көрә, бирла көзүң билән болсиму Худаниң Падишалиғиға киргиниң әвзәл.
Mark UyCyr 9:48  Дозақта қурт-қоңғуз өлмәйду, ялқунлуқ от өчмәйду.
Mark UyCyr 9:49  Һәр бир қурванлиқ тузланғандәк, һәммә адәм оттин өтиду.
Mark UyCyr 9:50  Туз яхши нәрсидур. Бирақ туз өз күчидин қалса, уни қандақ әслигә кәлтүргили болиду? Шуниңға охшаш, силәрму туздәк болуп араңлардики инақлиқни сақлаңлар.
Chapter 10
Mark UyCyr 10:1  Һәзрити Әйса у йәрдин кетип, Йәһудийә өлкисини бесип өтүп, Иордан дәриясиниң у қетидики районларға барди. Униң әтрапиға йәнә топ-топ адәм жиғилған еди. У көпчиликкә һәр қетимқидәк тәлим беришкә башлиди.
Mark UyCyr 10:2  Һәзрити Әйсаниң йениға кәлгән бәзи пәрисийләр Уни қапқанға чүшириш мәхситидә: — Бир адәмниң аялини талақ қилиши Тәврат қануниға уйғунму? — дәп сориди.
Mark UyCyr 10:3  — Муса пәйғәмбәр силәргә немә дәп буйруған? — деди һәзрити Әйса.
Mark UyCyr 10:4  — Муса пәйғәмбәр әрләрниң аялини бир парчә талақ хети йезипла талақ қилишиға рухсәт қилған, — дейишти улар.
Mark UyCyr 10:5  Һәзрити Әйса уларға: — Тәрсалиғиңлардин Муса пәйғәмбәр бу буйруқни язған.
Mark UyCyr 10:6  Худа аләмни яратқанда, инсанларни «әр вә аял қилип яратти».
Mark UyCyr 10:7  «Бир адәмниң ата-анисидин айрилип, аяли билән бирлишип,
Mark UyCyr 10:8  бир тән болуши, әйнә шу сәвәптиндур». Шундақ екән, әр-аял айрим-айрим икки тән болмастин, бир тәндур.
Mark UyCyr 10:9  Шуниң үчүн Худа қошқанни инсан айримисун, — деди.
Mark UyCyr 10:10  Улар өйгә киргәндин кейин, шагиртлири бу һәқтә һәзрити Әйса­дин йәнә сориди.
Mark UyCyr 10:11  Һәзрити Әйса уларға: — Аялини талақ қилип, башқа бирини әмригә алған киши нека садиқлиғини бузған болиду.
Mark UyCyr 10:12  Еридин аҗришип, башқа әргә тәккән аялму нека садиқлиғини бузған болиду, — деди.
Mark UyCyr 10:13  Қоллини тәккүзүп бәхит тилисун дәп, кишиләр кичик балили­рини һәзрити Әйсаниң алдиға елип кәлди. Бирақ шагиртлар уларни әйиплиди.
Mark UyCyr 10:14  Буни көргән һәзрити Әйса хапа болуп, шагиртлириға: — Балилар алдимға кәлсун, уларни тосимаңлар. Чүнки Худаниң Падишалиғиға киридиғанлар дәл мошуларға охшашлардур.
Mark UyCyr 10:15  Билип қоюңларки, кимду-ким Худаниң Падишалиғини сәби балилардәк қобул қилмиса, Униңға һәргиз кирәлмәйду, — деди.
Mark UyCyr 10:16  Шуниң билән У балиларни қучиғиға елип, уларға қоллирини тәккүзүп бәхит тилиди.
Mark UyCyr 10:17  Һәзрити Әйса сәпәргә чиқиш алдида, бир киши жүгрәп келип, Униң алдида тиз пүкүп: — Әй яхши Устаз, мәңгүлүк һаятқа еришиш үчүн қандақ қилишим керәк? — дәп сориди.
Mark UyCyr 10:18  Һәзрити Әйса униңға: — Мени немишкә яхши дәйсиз? Ялғуз бир Худадин башқа яхши йоқ.
Mark UyCyr 10:19  Сиз Тәвратта буйрулған «Қатиллиқ қилма, нека садиқлиғини бузма, оғрилиқ қилма, ялған гувалиқ бәрмә, башқиларни алдима, ата-анаңни һөрмәт қил» дегән пәризләрни ада қилиң, — деди.
Mark UyCyr 10:20  — Устаз, буларға кичигимдин тартип әмәл қилип келиватимән, — деди һелиқи адәм.
Mark UyCyr 10:21  Һәзрити Әйса униңға меһриванлиқ билән қарап: — Сиздә қилишқа тегишлик йәнә бир иш кам. Пүтүн мал-мүлкиңизни сетип, пулини кәмбәғәлләргә бериң. Шундақ қилсиңиз асманда ғәзниңиз болиду. Андин келип Маңа әгишиң! — деди.
Mark UyCyr 10:22  Бу сөзни аңлаш биләнла бу адәмниң чирайи өзгирип, қайғу ичидә у йәрдин кетип қалди. Чүнки униң мал-дунияси наһайити көп еди.
Mark UyCyr 10:23  Һәзрити Әйса өп-чөрисигә көз жүгәртип чиққандин кейин, шагиртлириға: — Мал-дунияси көпләрниң Худаниң Падишалиғиға кириши немә дегән тәс һә! — деди.
Mark UyCyr 10:24  Шагиртлар Униң сөзлиригә һәйран болушти. Лекин һәзрити Әйса уларға йәнә: — «Балилирим, Худаниң Падишалиғиға кириш немә дегән тәс һә!
Mark UyCyr 10:25  Байларниң Худаниң Падишалиғиға кириши төгиниң жиңнә төшүгидин өтүшидинму тәс екән! — деди.
Mark UyCyr 10:26  Шагиртлар техиму һәйран болушуп, бир-биридин: — Ундақта, ким қутқузулушқа еришәләйду? — дәп сорашти.
Mark UyCyr 10:27  Һәз­рити Әйса уларға қарап: — Бу инсанларниң қолидин әмәс, Худаниңла қолидин келидиған иштур, чүнки Худа һәммигә қадирдур, — деди.
Mark UyCyr 10:28  — Мана биз һәммини ташлап Сизгә әгәштуқ. Сизчә, биз қутқузу­ламдуқ? — деди Петрус кәйнидинла.
Mark UyCyr 10:29  — Билип қоюңларки, Мени вә Хуш Хәвәрни дәп, өйи, ака-укилири, һәдә-сиңиллири, ата-аниси, бала-җақилири яки йәр-зиминлиридин ваз кәчкәнләрниң һәммиси
Mark UyCyr 10:30  бу дунияда зиянкәш­ликкә учраш билән биргә йүз һәссиләп өй, ака-ука, һәдә-сиңил, ана, бала-җақа вә йәр-зиминларға еришиду. Келидиған дуниядиму мәңгүлүк һаятқа еришиду.
Mark UyCyr 10:31  Лекин шу чағда нурғун алдинқи қатар­дикиләр ахирқилар болиду, нурғун ахирқилар алдинқи қатарға чиқиду, — деди һәзрити Әйса.
Mark UyCyr 10:32  Улар Йерусалимға баридиған йолда еди, һәзрити Әйса һәмминиң алдида кетивататти. Шагиртлири Униң хәтәр йүз бериш мүмкинчилиги болған у шәһәргә алдирап маңғанлиғидин һәйран еди, уларға әгәшкәнләрму қорқунуч ичидә кетивататти. Һәзрити Әйса он икки шагиртини йәнә бир чәткә тартип, уларға Өз бешиға келидиғанларни уқтуруп:
Mark UyCyr 10:33  — Мана биз һазир Йерусалимға кетиватимиз. Инсан Оғли алий роһанийлар вә Тәврат устазлириға тапшурулиду. Улар Уни өлүм җаза­сиға мәһкүм қилип, римлиқларға тапшуруп бериду.
Mark UyCyr 10:34  Римлиқ­лар Уни мәсқирә қилиду, йүзигә түкүриду, Уни қамчилайду вә өлтүриду. Бирақ У үч күндин кейин қайта тирилиду, — деди.
Mark UyCyr 10:35  Зәбәдийниң оғуллири Яқуп билән Юһанна һәзрити Әйсаниң алдиға келип: — Устаз, бизниң бир тәливимиз бар еди. Орунлап беришиңизни өтүнимиз, — дейишти.
Mark UyCyr 10:36  — Силәргә немә қилип беришимни тәләп қилисиләр? — дәп сориди һәзрити Әйса.
Mark UyCyr 10:37  — Сиз шан-шәрәпкә еришкиниңиздә, биримизни оң йениңизда, биримизни сол йениңизда олтарғузғайсиз, — дейишти улар.
Mark UyCyr 10:38  — Силәр немә тәләп қилғанлиғиңларни билмәйватисиләр, — деди һәзрити Әйса, — Мән ичидиған азап қәдиһини вә Мән қобул қилиди­ған чөмүлдүрүшни силәрму қобул қилаламсиләр?
Mark UyCyr 10:39  — Қобул қилалаймиз, — дейишти улар. Һәзрити Әйса уларға: — Силәр һәқиқәтәнму Мениң азап қәдиһимгә вә чөмүлдүрү­лүшүмгә ортақ болисиләр.
Mark UyCyr 10:40  Бирақ оң яки сол йенимда олтиришиң­ларға рухсәт қилиш Мениң ихтияримда әмәс. Бу орунлар кимләргә тәйярланған болса, шулар олтириду, — деди.
Mark UyCyr 10:41  Буниңдин хәвәр тапқан башқа он шагирт Яқуп билән Юһаннаға хапа болушқа башлиди.
Mark UyCyr 10:42  Һәзрити Әйса уларни йениға чақирип, мундақ деди: — Силәргә мәлум, бу дуниядики һөкүмран дәп қаралғанлар қол астидики хәлиқ үстидин рәһимсизлик билән һакимийәт жүргүзиду. Әмирлири уларни қаттиқ қоллуқ билән башқуриду.
Mark UyCyr 10:43  Бирақ силәрниң араңларда бундақ иш болмисун. Силәрдин ким мәртивилик болушни халиса, у қалғанларға хизмәт қилсун.
Mark UyCyr 10:44  Ким биринчи болушни халиса, у һәммә адәмниң қули болсун.
Mark UyCyr 10:45  Чүнки Инсан Оғлиму башқиларни Өзигә хизмәт қилдурғили әмәс, башқиларға хизмәт қилғили вә җенини пида қилиш төләмигә нурғун адәмләрни гунадин азат қилғили кәлди.
Mark UyCyr 10:46  Кейин улар Ериха шәһиригә кәлди. Һәзрити Әйса шагиртлири вә нурғун халайиқ билән биллә Ерихадин қайтқан вақитта Тимайниң Бартимай исимлиқ қарғу оғли йол бойида олтирип, тиләмчилик қиливататти.
Mark UyCyr 10:47  У насирәлик Әйсаниң у йәрдә екәнлигини аңлап: — Әй падиша Давутниң Әвлади Әйса, маңа рәһим қилғайсиз! — дәп вақирашқа башлиди.
Mark UyCyr 10:48  Нурғун адәмләр уни әйипләп, үнини чиқармаслиғини ейтти. Лекин у: — Әй падиша Давутниң Әвлади, рәһим қилғайсиз, — дәп техиму вақириди.
Mark UyCyr 10:49  Һәзрити Әйса қәдимини тохтитип: — Уни чақириңлар, — деди. Чақирғили барғанлар қарғуға: — Қорқма! Орнуңдин тур, У сени чақириватиду! — дейишти.
Mark UyCyr 10:50  У адәм чапинини селип ташлап, орнидин дәс туруп, һәзрити Әйсаниң алдиға кәлди.
Mark UyCyr 10:51  Һәзрити Әйса униңдин: — Мәндин немә тәләп қилисән? — дәп сориди. Қарғу: — Устаз, көзүмниң ечилишини тәләп қилимән, — деди.
Mark UyCyr 10:52  Һәзрити Әйса: — Қайтсаң болиду, Маңа бағлиған ишәнчиң сени сақайтти, — девиди, у адәмниң көзи шу ан ечилди. Шуниң билән у адәм йол бойи һәзрити Әйсаға әгишип маңди.
Chapter 11
Mark UyCyr 11:1  Һәзрити Әйса шагиртлири билән Йерусалимға йеқинлишип, Зәйтун теғиниң етигидики Бәйтпаҗи вә Бәйтания дегән йези­ларға кәлгәндә, икки шагиртини
Mark UyCyr 11:2  мундақ дәп алдин-ала әвәтти: — Силәр алдимиздики йезиға бериңлар. Йезиға кирипла, техи минилип бақмиған бир тәхәйниң бағлақлиқ турғанлиғини көрисиләр. Уни йешип, йетиләп келиңлар.
Mark UyCyr 11:3  Әгәр бири силәрдин: «Немишкә бундақ қилисиләр?» дәп сорап қалса, «Рәббимизниң буниңға һаҗити чүшти, бир дәмдин кейин қайтуруп бериду», дәңлар.
Mark UyCyr 11:4  Улар берип, йол үстидики бир өйниң дәрвазиси йенида бағлақ­лиқ турған бир тәхәйни көрди. Улар чулвурини йешиватқан чағда,
Mark UyCyr 11:5  у йәрдә турған бәзи кишиләр: — Тәхәйни йешип немә қилисиләр? — дейишти.
Mark UyCyr 11:6  Шагиртлар һәз­рити Әйсаниң дегәнлирини ейтқанда, һелиқи кишиләр уларға йол қойди.
Mark UyCyr 11:7  Шагиртлар тәхәйни һәзрити Әйсаниң алдиға йетиләп келип, үстигә өз чапанлирини салди. Һәзрити Әйса тәхәйгә минди.
Mark UyCyr 11:8  Нурғун халайиқниң бәзилири чапанлирини, бәзилири өп-чөридики етиз­лардин кәскән шах-шумбиларни йолға паяндаз қилип салди.
Mark UyCyr 11:9  Алдида маңған вә кәйнидин әгәшкәнләр: «Худаға шүкүр! Пәрвәрдигаримизниң намида Кәлгүчигә мубарәк болсун!
Mark UyCyr 11:10  Әҗдадимиз Давутниң падишалиғиниң Избасариға Әҗдадимиз Давутниң падишалиғиниң мубарәк болсун! Әң бүйүктики Худаға шүкүрләр ейтилсун!» дәп вақиришатти.
Mark UyCyr 11:11  Һәзрити Әйса Йерусалимға берип мәркизий ибадәтхана һойли­лириға кирди вә һәммә нәрсини көздин кәчүрди. Бирақ кәч кирип қалғачқа, он икки шагирти билән биллә йәнә Бәйтанияға қайтти.
Mark UyCyr 11:12  Әтиси улар Бәйтаниядин чиққанда, һәзрити Әйсаниң қосиғи ечип кәткән еди.
Mark UyCyr 11:13  У жирақта барақсан бир түп әнҗир дәриғини көрүп, һеч болмиғанда тоң әнҗир болсиму барду, дәп униңға қарап маңди. Дәрәқниң йениға барғинида, йопурмақтин башқа һеч нәрсә тапал­миди. Бу әнҗир пишидиған вақит әмәс еди.
Mark UyCyr 11:14  Һәзрити Әйса дәрәққә: — Буниңдин кейин һеч ким сениң мевәңни йемигәй! — деди. Шагиртлириму буни аңлиди.
Mark UyCyr 11:15  Улар Йерусалимға кәлди. Һәзрити Әйса мәркизий ибадәтхана һойли­лириға кирип, у йәрдә елим-сетим қиливатқанларниң һәмми­сини һайдап чиқиришқа башлиди. Пул тегишидиғанларниң покәйли­рини вә кәптәр сатқучиларниң орундуқлирини өрүп,
Mark UyCyr 11:16  мал көтиривал­ған һәр қандақ адәмниң ибадәтхана һойлилиридин өтүшигә рухсәт қилмиди.
Mark UyCyr 11:17  У хәлиққә тәлим бәргәндә мундақ деди: — Муқәддәс Язмиларда Худаниң: «Мениң өйүм пүткүл хәлиқ­ләрниң дуа-тилавәтханиси дәп аталсун», дегән сөзи йезилған әмәсму? Лекин силәр уни булаңчиларниң угисиға айландурувапсиләр! — деди.
Mark UyCyr 11:18  Алий роһанийлар вә Тәврат устазлири буни аңлап, һәзрити Әйсани уҗуқтуруветишниң чарисини издәшкә башлиди. Улар һәзрити Әйса­дин қорқатти, чүнки пүтүн халайиқ Униң тәлимигә һәйран еди.
Mark UyCyr 11:19  Кәчқурунлири һәзрити Әйса билән шагиртлири шәһәрниң сиртиға чиқип кетәтти.
Mark UyCyr 11:20  Әтиси әтигәндә һәзрити Әйса билән шагиртлири әнҗир дәриғи­ниң йенидин өтүп кетиветип, дәрәқниң йилтизидин қуруп кәткәнлигини көрүшти.
Mark UyCyr 11:21  Түнүгүнки вақиәни есигә алған Петрус: — Устаз, қараң, Сиз қарғиған әнҗир дәриғи қуруп кетипту! — деди.
Mark UyCyr 11:22  Һәзрити Әйса уларға җававән мундақ деди: — Худаға ишиниңлар.
Mark UyCyr 11:23  Билип қоюңларки, ким бу таққа: «Қозғал, деңизға ташлан!» десә вә көңлидә гуманланмай, ейтқанлириниң әмәлгә ешишиға ишәнч қилса, униң тәливи иҗавәт болиду.
Mark UyCyr 11:24  Шуниң үчүн силәргә ейтимәнки, дуа билән тилигән һәр қандақ нәрсигә ериштим, дәп ишиниңлар. Шунда тәливиңлар иҗавәт болиду.
Mark UyCyr 11:25  Орнуңлардин туруп дуа қилғиниңларда, бирәрсигә қосақ көпү­гүңлар барлиғи ядиңларға кәлсә, уни кәчүрүңлар. Шу чағда асмандики Атаң­ларму силәрниң гуналириңларни кәчүрүм қилиду. {
Mark UyCyr 11:26  Силәр башқи­ларни кәчүрүм қилмисаңлар, асмандики Атаңларму силәрниң гуналириң­ларни кәчүрүм қилмайду.}
Mark UyCyr 11:27  Улар йәнә Йерусалимға қайтип кәлди. Һәзрити Әйса мәркизий ибадәтхана һойлилирида айлинип жүргәндә, алий роһанийлар, Тәврат устазлири вә ақсақаллар Униң йениға келип:
Mark UyCyr 11:28  — Сиз қиливатқан ишларни қайси һоқуққа тайинип қилива­тисиз? Сизгә бундақ қилиш һоқуқини ким бәргән? — дәп сориди.
Mark UyCyr 11:29  Һәзрити Әйса уларға: — Мән авал силәрдин бир соал сорай. Силәр униңға җавап бериң­лар. Шу чағда Мәнму бу ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливатқанлиғимни ейтип беримән.
Mark UyCyr 11:30  Ейтиңларчу, Йәһия пәйғәмбәргә чөмүлдүрүш һоқуқини Худа бәргәнму яки инсанларму? — деди.
Mark UyCyr 11:31  Улар өз ара муназирә қилишқа башлап: — «Худа бәргән» десәк, У: «Ундақта, силәр немә үчүн Йәһияға ишәнмидиңлар?» дәйду.
Mark UyCyr 11:32  Бирақ биз қандақму: «Инсанлар бәргән» дәләләймиз?! — дейишти. Чүнки улар Йәһияни һәқиқәтән пәйғәмбәр дәп һесаплайдиған хәлиқтин қорқатти.
Mark UyCyr 11:33  Буниң билән улар һәзрити Әйсаға: — Билмәймиз, — дәп җавап беришти. — Ундақта, Мәнму бу ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливат­қанлиғимни ейтмаймән, — деди һәзрити Әйса уларға.
Chapter 12
Mark UyCyr 12:1  Андин һәзрити Әйса уларға тәмсилләр билән сөзләшкә башлиди: — Бир киши бир үзүмзарлиқ бәрпа қилип, әтрапини қоршапту. Үзүм шаравини ишләш үчүн үзүмзарлиққа бир көлчәк қаздурупту вә бир күзәтхана яситипту. Кейин үзүмзарлиқни иҗаригә берип, өзи жирақ бир йәргә кетипту.
Mark UyCyr 12:2  Үзүмләрни үзидиған мәзгил кәлгәндә, у һосулниң бир үлүшини елип келишкә қуллиридин бирини иҗарикәшләрниң йениға әвәтипту.
Mark UyCyr 12:3  Лекин иҗарикәшләр һелиқи қулни тутувелип, думбалап, қуруқ қол қайтурупту.
Mark UyCyr 12:4  Ғоҗайин йәнә бир қулини әвәтипту. Иҗарикәшләр униңму баш-көзини йерип, һақарәтләп қайтурупту.
Mark UyCyr 12:5  Кейин ғоҗайин йәнә бир қулини әвәтипту, лекин у өлтүрүлүпту. Йәнә бир мунчә қуллирини әвәтипту, уларниңму бәзилири таяқ йәп, бәзилири өлтүрүлүпту.
Mark UyCyr 12:6  Ғоҗайинниң йенида бирла адими, йәни униң сөйүмлүк ялғуз оғлила қапту. У оғлумниғу һөрмәт қилар, дәп иҗарикәшләрниң йениға әң ахирида уни әвәтипту.
Mark UyCyr 12:7  Лекин иҗарикәшләр өз ара: «Бу болса ғоҗайинниң мирасхори. Келиңлар, уни өлтүрүветәйли, үзүмзарлиқ бизгә оңчә қалсун», дейишипту.
Mark UyCyr 12:8  Шундақ қилип, уни тутуп өлтүрүп, үзүмзарлиқниң сиртиға сөрәп ачиқиветипту.
Mark UyCyr 12:9  Бундақ әһвалда, үзүмзарлиқниң ғоҗайини бу иҗарикәшләрни қандақ қилиду? Җәзмән уларни өлтүрүп, үзүмзарлиғини башқиларға иҗаригә бериду.
Mark UyCyr 12:10  Силәр Зәбурдики мону сөзләрни зади оқумиғанмидиңлар? «Қурулушчилар ташлавәткән Таш Қурулушниң һул Теши болуп қалди.
Mark UyCyr 12:11  Бу Пәрвәрдигар тәрипидиндур, Биз үчүн әҗайип бир иштур».
Mark UyCyr 12:12  Һәзрити Әйсаниң бу тәмсилни өзлиригә қаритип ейтқанлиғини чүшәнгән йәһудийларниң чоңлири Уни тутқун қилмақчи болди. Лекин хәлиқтин қорқуп, Уни ташлап кетип қалди.
Mark UyCyr 12:13  Шуниңдин кейин йәһудийларниң чоңлири һәзрити Әйсани Униң Өзиниң сөзлири билән қапқанға чүшириш мәхситидә пәрисийләрдин вә Римдин тайинланған Һирод падишаниң тәрәпдарлиридин бәзи­ләрни Униң йениға әвәтти.
Mark UyCyr 12:14  Улар келип һәзрити Әйсаға: — Устаз, Сизниң сәмимий адәм екәнлигиңизни, һеч кимгә үз-хәтир қилмайдиғанлиғиңизни билимиз, чүнки кишиләрниң сиртқи қияпити билән һесаплашмай, уларға Худаниң йолини садиқлиқ билән үгитип кәлдиңиз. Сизгә Рим императори Қәйсәргә баҗ тапшурушимиз Тәврат қанунимизға хилапму қандақ? Зади баҗ тапшурамдуқ яки тапшурмамдуқ? — дейишти.
Mark UyCyr 12:15  Уларниң сахтипәзлигини билгән һәзрити Әйса: — Немишкә Мени сөзүм арқилиқ илиндурмақчи болуватисиләр? Маңа бир данә күмүч тәңгә бериңлар, көрүп бақай, — деди.
Mark UyCyr 12:16  Пул елип келинди, һәзрити Әйса улардин: — Буниң үстидики сүрәт вә исим кимниң? — дәп сориди. — Рим императори Қәйсәрниң, — дейишти улар.
Mark UyCyr 12:17  — Ундақ болса, Қәйсәрниң һәққини Қәйсәргә, Худаниң һәққини Худаға тапшуруңлар, — деди һәзрити Әйса уларға. Улар һәзрити Әйсаниң сөзлиригә һәйран қелишти.
Mark UyCyr 12:18  Өлгәнләр тирилмәйду, дәп қарайдиған садуқий диний еқими­дикиләр һәзрити Әйсаниң алдиға келип:
Mark UyCyr 12:19  — Устаз, Муса пәйғәмбәр Тәвратта: «Бир киши өлүп кетип, аяли тул қелип, пәрзәнт көрмигән болса, өлгән кишиниң ака яки иниси тул қалған йәңгисини әмригә елип, қериндиши үчүн нәсил қалдуруши лазим», дәп язған.
Mark UyCyr 12:20  Бурун йәттә ака-ука өткән екән, чоңи өйлинип пәрзәнт қалдурмайла аләмдин өтүпту.
Mark UyCyr 12:21  Кәйнидики иниси йәңгисини әмригә елип, уму пәрзәнт көрмәй аләмдин өтүпту. Кәйнидики инисиму шундақ бопту.
Mark UyCyr 12:22  Шундақ қилип, йәттинчисигичә уни елип чиқипту. Лекин һеч қайсиси пәрзәнт көрмәй аләмдин өтүпту. Ахирида у аялму аләмдин өтүпту.
Mark UyCyr 12:23  Әнди сорайдиғинимиз шуки: Қиямәт күни бу аял кимниң аяли болуп тирилиду? Чүнки йәттә қериндашниң һәммиси уни аяллиққа алғандә! — дейишти.
Mark UyCyr 12:24  Һәзрити Әйса уларға мундақ җавап бәрди: — Силәр Муқәддәс Язмиларни вә Худаниң қудритини билмигән­лигиңлар үчүн мана мошундақ хаталишисиләр әмәсму?!
Mark UyCyr 12:25  Өлүмдин тирилгәндин кейин инсанлар асмандики периштәләргә охшаш, хотун алмайду, әргә тәгмәйду.
Mark UyCyr 12:26  Өлүмдин тирилиш мәси­лиси һәққидә Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән Тәвратта оқумидиң­ларму? Әҗдатлиримиз Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар аллибурун аләмдин өткән болсиму, Тәвраттики «Тикәнликниң көйүши» һәққи­дики баянда Худа уларни тирик һесаплап: «Мән Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар етиқат қилип кәлгән Худа болимән!» дәйду.
Mark UyCyr 12:27  Демәк, Худа өлүкләрниң әмәс, тирикләрниң Худасидур. Силәр тамамән хаталаштиңлар.
Mark UyCyr 12:28  Уларниң муназирисини аңлиған вә һәзрити Әйсаниң уларға яхши җавап бәргәнлигини көргән бир Тәврат устази һәзрити Әйсаниң алдиға келип: — Пүтүн әмирләрниң ичидә әң муһими қайси? — дәп сориди.
Mark UyCyr 12:29  Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди: — Әң муһими шуки, «Аңлиғин, әй исраиллар! Пәрвәрдигаримиз болған Худа бирдин-бир Худадур.
Mark UyCyr 12:30  Пәрвәрдигариң болған Худани пүтүн қәлбиң, пүтүн җениң, пүтүн зеһниң вә пүтүн күчүң билән сөйгин».
Mark UyCyr 12:31  Йәнә бир әмир болса «Хошнаңни өзәңни сөйгәндәк сөй». Мана булардин муһим әмир йоқ.
Mark UyCyr 12:32  — Тоғра ейттиңиз, Устаз, — деди Тәврат устази һәзрити Әйсаға, — «Худа бирдур, Униңдин башқиси йоқтур», дегиниңиз дурус.
Mark UyCyr 12:33  Инсан­ниң Худани пүтүн қәлби, пүтүн әқли вә пүтүн күчи билән сөйүши һәм хошнисиниму өзини сөйгәндәк сөйүши Худаға аталған һәр қандақ көйдүрмә қурванлиқ вә һәдийәләрдинму муһимдур.
Mark UyCyr 12:34  Һәзрити Әйса униң әқиланә җавап бәргәнлигини көрүп: — Сиз Худаниң Падишалиғидин жирақ әмәссиз, — деди. Шуниңдин кейин Униңдин һеч ким соал сорашқа петиналмиди.
Mark UyCyr 12:35  Һәзрити Әйса мәркизий ибадәтхана һойлилирида тәлим бери­ветип, мундақ соални оттуриға қойди: — Тәврат устазлири Қутқазғучи-Мәсиһни падиша Давутниң Әвла­ди, дәп турувалса қандақ болиду?
Mark UyCyr 12:36  Давут падиша өзи Муқәддәс Роһниң илһами билән мундақ дегәнғу: «Пәрвәрдигар Ғоҗайинимға ейттики: ‹ Мән Сениң дүшмәнлириңни Айиғиң астида дәссәткичә, Мениң оң йенимда олтарғин! › »
Mark UyCyr 12:37  Қутқазғучи-Мәсиһ падиша Давутниң Әвлади болсиму, лекин падиша Давут Мәсиһни «Ғоҗайиним» дегән йәрдә Мәсиһ униңдин улуқ болмамду?! У йәрдики җамаәт һәзрити Әйсаниң сөзини зоқ билән аңлатти.
Mark UyCyr 12:38  Һәзрити Әйса тәлим берип мундақ деди: — Тәврат устазлиридин һошияр болуңлар. Узун тонларни кийи­велип ғадийип жүрүшкә амрақ келиду. Базарларда башқиларниң өзлиригә салам берип һөрмәтлишини,
Mark UyCyr 12:39  ибадәтханиларда алаһидә орунда олтиришини, зияпәтләрдиму төрдә олтиришни яхши көриду.
Mark UyCyr 12:40  Улар тул аяллардин пайда елип, уларниң мал-мүлкини йәвелип, андин әттәй башқилар көрсун дәп, узундин-узун дуа қилиду. Улар җәзмән техиму қаттиқ җазаға тартилиду!
Mark UyCyr 12:41  Һәзрити Әйса мәркизий ибадәтханидики сәдиқә жиғилидиған җайниң алдида олтирип, өз сәдиқилирини ташлаватқан җамаәткә қарап туратти. Нурғун байлар сандуққа хелә көп пул ташлиди.
Mark UyCyr 12:42  Бир кәмбәғәл тул аялму келип, бир нәччә тийинла қиммитидики икки тәңгини ташлиди.
Mark UyCyr 12:43  Һәзрити Әйса шагиртлирини йениға чақирип, уларға мундақ деди: — Билип қоюңларки, бу намрат тул аялниң сәдиқиси Худаниң нәзә­ридә һәммиңларниңкидин көп.
Mark UyCyr 12:44  Чүнки башқилар өзлириниң ашқан байлиқлиридин сәдиқә қилди. Лекин бу аял намрат туруп, өзиниң бар-йоқини — тирикчилик қилидиған һәммә нәрсисини сәдиқә қилди.
Chapter 13
Mark UyCyr 13:1  Һәзрити Әйса мәркизий ибадәтханидин чиқиватқанда, шагирт­лиридин бири Униңға: — Устаз, қараң, бу немә дегән көркәм ташлар! Немә дегән һәйвәт­лик имарәтләр! — деди.
Mark UyCyr 13:2  Һәзрити Әйса униңға: — Сән бу һәйвәтлик имарәтләрни көрүватамсән? Бу йәрдә һәммә нәрсә гумран қилиниду, һәтта бир тал һул тешиму җайида қалдурул­майду, — деди.
Mark UyCyr 13:3  Һәзрити Әйса Зәйтун теғида мәркизий ибадәтхана тәрәпкә қарап олтарғанда Петрус, Яқуп, Юһанна вә Әндәрләр астағина Униңдин:
Mark UyCyr 13:4  — Бизгә ейтиңчу, бу дегәнлириңиз қачан йүз бериду? Буларниң йүз беридиғанлиғини билдүридиған қандақ бешарәт болиду? — дәп сорашти.
Mark UyCyr 13:5  Һәзрити Әйса уларға чүшәндүрүшкә башлиди: — Башқиларниң аздурушидин һошияр болуңлар.
Mark UyCyr 13:6  Нурғун киши­ләр Мениң намимни сетип, «Қутқазғучи-Мәсиһ мән болимән!» дәвелип, көп адәмләрни аздуриду.
Mark UyCyr 13:7  Силәр уруш хәвәрлири вә уруш параңлирини аңлиған вақитлардиму алақзадә болуп кәтмәңлар, чүнки бу ишларниң йүз бериши муқәррәр. Лекин бу заман ахири йетип кәлди, дегәнлик әмәс.
Mark UyCyr 13:8  Бир милләт йәнә бир милләт билән уруш қилиду. Бир дөләт йәнә бир дөләткә һуҗум қилиду. Нурғун җайларда йәр тәврәш вә ачарчилиқлар йүз бериду. Мана бу ишларниң йүз бериши худди һамилдар аялниң толғиғиниң башланғиниға охшайду.
Mark UyCyr 13:9  Силәр өзәңларға пәхәс болуңлар. Кишиләр силәрни тутқун қилип сотқа тапшуруп бериду, ибадәтханиларда қамчилайду. Силәр Маңа ишәнгәнлигиңлар үчүн, һаким вә падишалар алдида сораққа тартилисиләр. Буниң билән улар алдида Мениң гувачилирим болисиләр.
Mark UyCyr 13:10  Лекин Хуш Хәвәр пүткүл милләтләргә заман ахиридин бурун йәткүзүлүши керәк.
Mark UyCyr 13:11  Шуңа силәр тутулуп сотқа тапшурулғанда, немә дейиштин әндишә қилмаңлар. У чағда силәргә немә несип етилсә, шуни дәңлар, чүнки сөзлигүчи силәр әмәс, Муқәддәс Роһтур.
Mark UyCyr 13:12  Қериндаш қериндишиға, ата балисиға хаинлиқ қилип, уларни өлүмгә тутуп бериду. Балиларму ата-аниси билән қаршилишип, уларни өлүмгә тутуп бериду.
Mark UyCyr 13:13  Маңа ишәнгәнлигиңлар үчүн һәммә адәм силәргә өчмәнлик қилиду, лекин ахирғичә бәрдашлиқ бәргәнләр җәзмән қутқузулиду.
Mark UyCyr 13:14  — «Жиркиничлик вәйран қилғучиниң» өзи турушқа тегишлик болмиған йәрдә турғинини көргиниңларда, (китапханлар бу сөзниң мәнасини чүшәнсун) Йәһудийә өлкисидики аһалиләр тағларға қачсун.
Mark UyCyr 13:15  Өгүздикиләр өйидики нәрсә-керәклирини алмай қачсун.
Mark UyCyr 13:16  Етизларда ишләватқанларму чапинини еливелиш үчүн өйигә қайтмай қечип кәтсун.
Mark UyCyr 13:17  У күнләрдә қечиши әпсиз болған һамилдар аяллар вә бала емитидиған аниларниң һалиға вай!
Mark UyCyr 13:18  Бу вақиәләрниң қишқа тоғра келип қалмаслиғи үчүн дуа қилиңлар.
Mark UyCyr 13:19  Чүнки у күнләрдики балаю-апәтләр Худа аләмни яратқандин бу ян көрүлүп бақмиған, кәлгүсидиму көрүлмәйду.
Mark UyCyr 13:20  Пәрвәрдигар у күнләрни азайтмиса еди, һеч ким қутулалматти. Лекин Пәрвәрдигар у күнләрни Өзи таллиғанлири үчүн азайтқан.
Mark UyCyr 13:21  Әгәр у чағда бири силәргә: «Қараңлар, Қутқазғучи-Мәсиһ бу йәрдә!» яки «Қараңлар, Мәсиһ әйнә у йәрдә!» десә, ишәнмәңлар.
Mark UyCyr 13:22  Чүнки сахта мәсиһләр, сахта пәйғәмбәрләр мәйданға келиду. Әгәр мүмкин болсиди, улар Худа таллиғанларни мөҗүзиләр вә карамәтләр билән аздурған болатти.
Mark UyCyr 13:23  Шуниң үчүн һошияр болуңлар. Мән буларниң һәммисини ейтиш билән силәрни алдин-ала агаһландуруп қойдум.
Mark UyCyr 13:24  — У күнләрдики балаю-апәтләр өтүп кәткәндин кейин, «Қуяш қарийип, Ай йоруқлуқ бәрмәс,
Mark UyCyr 13:25  Юлтузлар асмандин төкүлүп, Асман җисимлири тәвринәр».
Mark UyCyr 13:26  У чағда кишиләр Инсан Оғлиниң зор күч-қудрәт вә шан-шәрәп билән булутлар ичидә келиватқанлиғини көриду.
Mark UyCyr 13:27  Инсан Оғли периштәлирини әвәтип, Өзи таллиған кишиләрни аләмниң бир четидин йәнә бир четигичә дунияниң төрт булуңидин жиғип, бир йәргә җәм қилиду.
Mark UyCyr 13:28  — Әнҗир дәриғидин савақ елиңлар! Униң шахлири көкирип, йеңи йопурмақ чиқарғанда, язниң келишигә аз қалғанлиғини билисиләр.
Mark UyCyr 13:29  Худди шуниңдәк, Мән бая дегән аламәтләрниң йүз бериват­қан­лиғини көргиниңларда, Худаниң Падишалиғиниң ишик алдида, йәни намайән болуш алдида туруватқанлиғини билиңлар.
Mark UyCyr 13:30  Билип қоюңларки, мана бу аламәтләрниң һәммиси әмәлгә ашурулмай туруп, бу әвлат кишиләр аләмдин өтмәйду.
Mark UyCyr 13:31  Асман-зимин йоқилиду, бирақ Мениң сөзлирим йоқалмай мәңгү инавәтлик болиду!
Mark UyCyr 13:32  — Бу ишларниң йүз беридиған вақит-саатиға кәлсәк, буни Атамдин башқа һеч ким билмәйду. Нә асмандики периштәләр, нә Оғли билмәйду.
Mark UyCyr 13:33  Пәхәс болуңлар, сәгәк болуңлар, чүнки у вақит-саатниң қачан келидиғанлиғини билмәйсиләр.
Mark UyCyr 13:34  Бу сәпәргә чиқмақчи болған адәмниң әһвалиға охшайду. У йолға чиқидиған чағда чакарлириниң хизмәт даирисини бәлгүләп, уларниң һәр биригә бирдин вәзипә тапшуриду. Дәрвазидики күзәтчигиму һошияр болушни тапилайду.
Mark UyCyr 13:35  Шуниңға охшаш, силәрму һошияр болуңлар. Чүнки өйниң ғоҗайини­ниң келидиған вақтиниң кәчқурунму, түн йеримиму, ғораз чиллиған вақтиму яки сәһәр вақтидиму, уни биләлмәйсиләр.
Mark UyCyr 13:36  Шуңа у туюқсиз келип, силәрни ғәпләт уйқисида көрүп қалмисун!
Mark UyCyr 13:37  Силәргә ейтқанли­римни һәммисигә ейтимән: Һошияр болуңлар!
Chapter 14
Mark UyCyr 14:1  Йәһудийларниң «Өтүп кетиш» вә «Петир нан» һейтиға икки күн қалған еди. Алий роһанийлар вә Тәврат устазлири һәзрити Әйса­ни һейлә билән тутуп уҗуқтуруветишниң чарисини издәшти.
Mark UyCyr 14:2  Улар: — Бу ишни һейт-айәм күнлири қилмайли. Болмиса хәлиқ арисида қалаймиқанчилиқ чиқиши мүмкин, — дейишәтти.
Mark UyCyr 14:3  Һәзрити Әйса Бәйтания йезисида илгири мохо кесилигә гириптар болған Симунниң өйидә дәстиханда олтириватқанда, ичигә қиммәтлик сап сумбул әтири қачиланған, ақ қаш тешидин ясалған қутини тутқан бир аял кирип, қолидики қутини ечип, ичидики әтирни һәзрити Әйсаниң бешиға қуйди.
Mark UyCyr 14:4  Бәзиләр буниңға хапа болуп, бир-биригә: — Хуш пурақ әтирни бундақ исрап қилғанниң немә пайдиси?
Mark UyCyr 14:5  Бу әтирниң қиммити бир жиллиқ киримимизгә тәң келидикән! У сетилип пули кәмбәғәлләргә берилсә болатти, — дейишип аялни қаттиқ әйипләшкә башлиди.
Mark UyCyr 14:6  — Аялниң ихтияриға қоюветиңлар, уни хиҗил қилип немә қилисиләр? У Мән үчүн яхши иш қилди.
Mark UyCyr 14:7  Кәмбәғәлләр дайим араң­ларда, уларға халиған вақитта ярдәм қилалайсиләр. Лекин Мән араң­ларда дайим болмаймән.
Mark UyCyr 14:8  Аял чами йетидиған ишни қилди; Мениң дәпнә қилинишимға тәйярлиқ йүзисидин бәдинимгә алдин-ала әтир сүркәп қойди.
Mark UyCyr 14:9  Билип қоюңларки, Хуш Хәвәр дунияниң қәйиридә йәткүзүлсә, бу аял әслинип, униң қилған иши тилға елиниду, — деди һәзрити Әйса уларға.
Mark UyCyr 14:10  Шу вақитта он икки шагирттин бири болған Йәһуда Ишқарийот һәзрити Әйсани тутуп бериш мәхситидә алий роһанийларниң йениға барди.
Mark UyCyr 14:11  Буни аңлап, алий роһанийларниң гүл қәқәқлири ечилип кәтти вә униңға пул беришкә вәдә қилишти. Йәһудаму һәзрити Әйсани уларға тутуп беришкә пурсәт издәшкә башлиди.
Mark UyCyr 14:12  «Петир нан» һейтиниң биринчи күни, йәни «Өтүп кетиш» һейти­ниң қурванлиғи қилинидиған күни шагиртлар һәзрити Әйсаниң йениға келишип: — «Өтүп кетиш» һейтиниң тамиғини қәйәргә берип тәйярлиши­мизни халайсиз? — дәп сориди.
Mark UyCyr 14:13  У шагиртлиридин иккисини мундақ дәп алдин-ала әвәтти: — Йерусалимға кириңлар, у йәрдә козида су тошуватқан бир киши­ни учритисиләр. Униң кәйнидин меңип,
Mark UyCyr 14:14  у адәм киргән өйниң егисидин: «Устазимиз: Шагиртлирим билән «Өтүп кетиш» һейтиниң тамиғини йәйдиған меһманлиқ өй қәйәрдә? дәп сораватиду», дәңлар.
Mark UyCyr 14:15  У силәрни үстүнки қәвәттики рәтлик җабдуп қоюлған бир еғиз чоң өйгә башлап чиқиду. Мана шу өйдә һейтниң тамиғини тәйяр қилиңлар.
Mark UyCyr 14:16  Шагиртлар йолға чиқип шәһәргә кирди. Һәммә ишлар һәзрити Әйсаниң ейтқинидәк болуп чиқти. Улар шу йәрдә тамақни тәйяр­лашқа киришти.
Mark UyCyr 14:17  Кәчқурун һәзрити Әйса он икки шагирти билән келип,
Mark UyCyr 14:18  дәсти­ханда олтирип таам үстидә: — Билип қоюңларки, Мән билән биллә ғизалиниватқан силәрниң араңлардики бири Маңа сатқунлуқ қилиду, — деди.
Mark UyCyr 14:19  Бу сөз уларни қайғуға салди. Улар бир-бирләп: — Мән әмәстимән? — дәп сориди.
Mark UyCyr 14:20  Һәзрити Әйса уларға: — Маңа сатқунлуқ қилғучи қолидики нанни Мән билән биллә тәхсигә чилиған он икки шагиртниң ичидики биридур.
Mark UyCyr 14:21  Инсан Оғли Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк аләмдин өтиду. Лекин Униңға сатқунлуқ қилидиған кишиниң һалиға вай! У адәм туғулмиған болсичу кашки! — деди.
Mark UyCyr 14:22  Улар тамақ йейишиватқанда, һәзрити Әйса бир нанни қолиға елип шүкүр ейтқандин кейин, уни уштуп туруп, шагиртлириға бәрди вә: — Елиңлар, бу Мениң Теним, — деди.
Mark UyCyr 14:23  Андин У қолиға бир җам елип, Худаға шүкүр ейтқандин кейин, уни шагиртлириға сунди. Һәммиси униңдин ичишти.
Mark UyCyr 14:24  — Бу Мениң нурғун адәмләр үчүн төкүлүп, Худаниң келиши­мини түзидиған Қенимдур.
Mark UyCyr 14:25  Билип қоюңларки, Худаниң Падишалиғида йеңичә шараптин ичмигичә, бундақ шарапни һәргиз ичмәймән, — деди һәзрити Әйса.
Mark UyCyr 14:26  Улар мәдһийә нахшисини ейтқандин кейин талаға чиқип, Зәйтун теғиға қарап кетишти.
Mark UyCyr 14:27  Бу чағда һәзрити Әйса шагиртлириға: — Һәммиңлар Мени ташлап кетисиләр, чүнки Муқәддәс Язми­ларда Худа: «Қойчини уруп өлтүримән, Қойлири терә-перәң болуп кетиду», дегән.
Mark UyCyr 14:28  Лекин Мән тирилгәндин кейин, Җәлилийәгә силәрдин бурун бари­мән, — деди.
Mark UyCyr 14:29  Петрус Униңға: — Һәммиси Сизни ташлап кәтсиму, мән һәргиз ташлап кәтмәймән, — деди.
Mark UyCyr 14:30  — Билип қойғинки, бүгүн кечә ғораз икки қетим чиллаштин бурун, сән Мәндин үч қетим танисән, — деди һәзрити Әйса.
Mark UyCyr 14:31  Лекин Петрус техиму қәтъий тәләппуз билән: — Сиз билән биллә өлүшкә тоғра кәлсиму, Сиздин танмаймән, — деди. Қалған шагиртларму шундақ дейишти.
Mark UyCyr 14:32  Кейин улар Гетсиманә дегән бир йәргә кәлди. Һәзрити Әйса шагирт­лириға: — Мән дуа-тилавәт қилип кәлгичә, силәр мошу җайда олтирип туруңлар, — деди.
Mark UyCyr 14:33  У Петрус, Яқуп вә Юһаннани биргә елип маңди. Бу вақитта Уни қайғу бесип, көңли беарам болушқа башлиди. У:
Mark UyCyr 14:34  — Җеним чиқип кетидиғандәк ғәм-қайғуға патти. Силәр бу йәрдә қелип, һошияр туруңлар, — деди
Mark UyCyr 14:35  вә сәл нерирақ берип, йәргә баш қоюп, мүмкин болса у күнниң Өз бешиға кәлмәслигигә дуа қилип:
Mark UyCyr 14:36  — Әй сөйүмлүк Ата, Сән һәммигә қадирсән, бу азап қәдиһини Мәндин жирақлаштурғайсән. Лекин бу иш Мениң әмәс, бәлки Сениң ирадәң бойичә болсун, — деди.
Mark UyCyr 14:37  У үч шагиртиниң йениға қайтип келип, уларниң үгдәп қалған­лиғини көрүп, Петрусқа: — Әй Симун, ухлаватамсән?! Бирәр саатму һошияр турал­ми­диңму?!
Mark UyCyr 14:38  Езиқтурулуштин сақлиниш үчүн, сәгәк туруп дуа қилиңлар, ирадә халайду, лекин тән аҗиздур, — деди.
Mark UyCyr 14:39  Андин У йәнә берип, бурунқи сөзлирини тәкрарлап дуа қилди.
Mark UyCyr 14:40  У шагиртлириниң йениға қайтип кәлгинидә, уларниң йәнә үгдәп қалғанлиғини көрди. Чүнки улар көзлирини ачалмай қалған еди. Улар һәзрити Әйсаға немә дейишини билмәй қалди.
Mark UyCyr 14:41  Һәзрити Әйса үчинчи қетим уларниң йениға қайтип: — Силәр техичә дәм елип ухлаватамсиләр? Болди, бәс әнди! Инсан Оғлиниң гунакарларниң қолиға тапшурулидиған вақит-саати йетип кәлди.
Mark UyCyr 14:42  Қопуңлар, кетәйли, мана Маңа сатқунлуқ қилидиған киши кәпту, — деди.
Mark UyCyr 14:43  Һәзрити Әйсаниң сөзи аяқлашмастинла, он икки шагиртиниң бири болған Йәһуда кәлди. Униң йенида алий роһанийлар, Тәврат устазлири вә ақсақаллар тәрипидин әвәтилгән, қилич тоқмақлар билән қуралланған зор бир топ адәм бар еди.
Mark UyCyr 14:44  Һәзрити Әйсаға сатқунлуқ қилған Йәһуда уларға аллибурун: «Мән Кимни сөйсәм, Әйса Шу. Силәр Уни тутуп, қаттиқ муһапизәт астида елип меңиңлар», дегән вә сөйүш арқилиқ бәлгү бәрмәкчи болған еди.
Mark UyCyr 14:45  У удул һәзрити Әйсаниң алдиға келип: — Устаз, — дәп Уни сөйди.
Mark UyCyr 14:46  Шу чағда у башлап кәлгәнләр һәз­рити Әйсаға қол селип, Уни тутқун қилди.
Mark UyCyr 14:47  Һәзрити Әйсаниң йениди­киләрдин бири қиличини суғуруп, баш роһанийниң чакириға урди. Қилич чакарниң оң қулиғиға тегип, уни шилип чүширивәтти.
Mark UyCyr 14:48  Һәзрити Әйса: — Силәр қилич-тоқмақларни көтирип Мени тутқили кәпсиләр, Мени қарақчи көрүватамсиләр?
Mark UyCyr 14:49  Һәр күни мәркизий ибадәтхана һойлилирида силәр билән биллә болуп тәлим берәттим. У чағда тутмидиңлар. Бу ишларниң йүз бериши Муқәддәс Язмиларда алдин-ала ейтилғанларниң әмәлгә ашурулуши болди, — деди.
Mark UyCyr 14:50  Бу чағда шагиртларниң һәммиси Уни ташлап қечип кетишти.
Mark UyCyr 14:51  Һәзрити Әйсаниң кәйнидин пәқәт учисиға кәндир рәхт йепин­чақ­лавалған бир яш жигит әгишип маңған еди. Улар униму тутувалди.
Mark UyCyr 14:52  Лекин у рәхтниң ичидин суғирилип чиқип ялиңач пети қечип кәтти.
Mark UyCyr 14:53  Улар һәзрити Әйсани баш роһанийниң алдиға елип беришти. Пүтүн алий роһанийлар, ақсақаллар вә Тәврат устазлириму у йәргә жиғилди.
Mark UyCyr 14:54  Петрус һәзрити Әйсаға таки баш роһанийниң һойлисиғичә жирақтин әгишип берип, һойлида қаравуллар билән биллә иссинип олтарди.
Mark UyCyr 14:55  Алий роһанийлар вә пүтүн алий кеңәшмә әзалири һәзрити Әйсани өлүм җазасиға мәһкүм қилиш үчүн испат издиди, амма тапалмиди.
Mark UyCyr 14:56  Бир мунчә ялған гувачилар оттуриға чиққан болсиму, испатлири бир-биригә маслашматти.
Mark UyCyr 14:57  Уларниң бәзилири орнидин туруп, ялған гувалиқ берип:
Mark UyCyr 14:58  — Биз Униң: «Инсан қоли билән ясалған бу ибадәтханини бузуп ташлап, инсан қоли билән ясалмиған башқа бир ибадәтханини үч күн ичидә ясап чиқимән», дегәнлигини аңлидуқ, — деди.
Mark UyCyr 14:59  Лекин бу һәқтики гувалиқларму бир-биригә маслашмиди.
Mark UyCyr 14:60  Андин баш роһаний орнидин туруп, җамаәтниң алдида һәзрити Әйсаға: — Қени, җавап бәрмәмсән? Буларниң Сениң үстүңдин бәргән гувалиқ­лириға немә дәйсән? — деди.
Mark UyCyr 14:61  Лекин һәзрити Әйса шүк туруп, һеч қандақ җавап бәрмиди. Баш роһаний йәнә Униңдин: — Мәдһийилинишкә лайиқ болған Худа Оғли Қутқазғучи-Мәсиһ Сәнму? — дәп сориди.
Mark UyCyr 14:62  — Һә-ә, Мән, — деди һәзрити Әйса, — силәр Инсан Оғлиниң қадир Худаниң оң йенида олтиридиғанлиғини вә көктики булутлар ичидә қайтип келидиғанлиғини көрисиләр.
Mark UyCyr 14:63  Бу сөзни аңлиған баш роһаний кийимлирини житип ташлап: — Әнди башқа һеч қандақ гувачиниң һаҗити қалмиди.
Mark UyCyr 14:64  Силәр Униң күпүрлүклирини аңлидиңлар. Әнди буниңға немә дәйсиләр? — деди. Улар бирдәк Униңға өлүм җазаси тегишлик дәп һөкүм қилишти.
Mark UyCyr 14:65  Бәзилири Униңға түкүрүшкә башлиди. Улар йәнә Униң көзлирини бағлап, мушт етип: «Пәйғәмбәр болсаң, ейтип баққина, Сени ким урди?» дейишти. Қаравулларму Уни арисиға еливелип качатлиди.
Mark UyCyr 14:66  Петрус төвәндики һойлида туратти. Баш роһанийниң хизмәткар қизлиридин бири келип,
Mark UyCyr 14:67  иссинип олтарған Петрусни көрүп, униңға тикилип қарап: — Сәнму насирәлик Әйса билән бир едиңғу, — деди.
Mark UyCyr 14:68  Петрус буни инкар қилип: — Сениң немә дәватқанлиғиңни билмидим һәм чүшәнмидим, — дедидә, ташқириға, дәрвазиниң алдиға чиқип турди. Шу чағда ғораз чиллиди.
Mark UyCyr 14:69  Униң ташқирида турғанлиғини көргән һелиқи хизмәткар қиз у йәрдә турғанларға йәнә: — Бу Униң адимиғу, — деди.
Mark UyCyr 14:70  Петрус йәнә инкар қилди. Бир аздин кейин у йәрдә турғанлар Петрусқа йәнә: — Шүбһисизки, сән Униң шагиртлириниң бири. Тәләппузуңдин сениңму җәлилийәлик екәнлигиң чиқип турмамду?! — дейишти.
Mark UyCyr 14:71  Петрус қәсәм қилип: — Силәр дәватқан Адәмни тонумаймән. Болмиса мени Худа урсун! — деди.
Mark UyCyr 14:72  Дәл шу чағда ғораз иккинчи қетим чиллиди. Петрус һәзрити Әйса­ниң өзигә: «Ғораз икки қетим чиллаштин бурун, сән Мәндин үч қетим танисән», дегән сөзини есигә елип, көңли бузулуп жиғлап кәтти.
Chapter 15
Mark UyCyr 15:1  Әтиси таң сәһәрдә алий роһанийлар, ақсақаллар, Тәврат устаз­лири вә алий кеңәшминиң пүтүн әзалири мәслиһәт­лишивал­ғандин кейин, һәзрити Әйсани бағлап, һаким Пилатусқа тапшуруп бәрди.
Mark UyCyr 15:2  Пилатус Униңдин: — Сән йәһудийларниң Падишасиму? — дәп сориди. — Ейтқиниңиздәк, — дәп җавап бәрди һәзрити Әйса.
Mark UyCyr 15:3  Алий роһанийлар Униң үстидин бир мунчә әризә-шикайәтләрни қилишти.
Mark UyCyr 15:4  Пилатус Униңдин йәнә: — Қара, улар үстүңдин шунчивала шикайәт қиливатиду. Сән һеч қайсисиға җавап бәрмәмсән? — дәп сориди.
Mark UyCyr 15:5  Лекин һәзрити Әйса йәнила зуван сүрмиди. Пилатус буниңға һәйран болди.
Mark UyCyr 15:6  Һәр қетимлиқ «Өтүп кетиш» һейтида һаким хәлиқ илтимас қилған бир мәһбусни қоюп берәтти.
Mark UyCyr 15:7  Әйни вақитта зинданда топилаңда адәм өлтүргән топилаңчилар билән биллә тутулған Бараббас исимлиқ бир киши бар еди.
Mark UyCyr 15:8  Хәлиқ һаким Пилатусниң алдиға келип, униңдин бир мәһбусни бурунқиға охшаш қоюп беришни тәләп қилди.
Mark UyCyr 15:9  Пилатус уларға: — Силәргә йәһудийларниң Падишасини қоюп беришимни халам­силәр? — деди.
Mark UyCyr 15:10  Пилатус алий роһанийларниң һәзрити Әйсаға көрәл­мәслик қилип, Уни өзигә тапшуруп бәргәнлигини биләтти.
Mark UyCyr 15:11  Бирақ алий роһанийлар хәлиққә: «Һәзрити Әйсаниң орниға Бараббасни қоюп беришни тәләп қилиңлар», дәп уларни күшкүртти.
Mark UyCyr 15:12  Пилатус улардин йәнә: — Ундақ болса, силәр йәһудийларниң Падишаси, дәп атиған Адәмни қандақ бир тәрәп қилай? — дәп сориди.
Mark UyCyr 15:13  — Уни чапрас яғачқа миқлитиң! — дәп чуқан селишти улар.
Mark UyCyr 15:14  — Немишкә? У немә җинайәт өткүзүпту? — деди Пилатус уларға. Бирақ улар техиму қаттиқ вақиришип: — Уни чапрас яғачқа миқлитиң! — дәп турувелишти.
Mark UyCyr 15:15  Халайиқни хурсән қилмақчи болған Пилатус Бараббасни уларға чиқирип бәрди. Һәзрити Әйсани болса қамчилатқандин кейин, чапрас яғачқа миқлаш үчүн ләшкәрлиригә тапшурди.
Mark UyCyr 15:16  Ләшкәрләр һәзрити Әйсани һаким ордисиға елип кирди, андин пүтүн ләшкәрләр топини бу йәргә жиғди.
Mark UyCyr 15:17  Улар Униңға шаһанә сөсүн рәңлик тон, бешиға тикән шахлиридин өрүп ясалған таҗа кийдүрди
Mark UyCyr 15:18  вә Униңға: «Яшисун йәһудийларниң Падишаси!» дәп вақирашти.
Mark UyCyr 15:19  Андин бешиға қомуч билән қайта-қайта уруп, Униңға қарап түкүрүшти вә Униң алдида тиз пүкүп, сәҗдә қилишти.
Mark UyCyr 15:20  Уни мана шундақ мәсқирә қилғандин кейин, сөсүн тонни салду­руп, учисиға Өз кийимлирини кийдүрди вә чапрас яғачқа миқлаш үчүн, елип меңишти.
Mark UyCyr 15:21  Симун исимлиқ бир киши йезидин келип, у йәрдин өтүп кетива­татти. Искәндәр билән Руфусниң атиси болған бу адәм Кирини шәһиридин еди. Ләшкәрләр һәзрити Әйса көтирип маңған чапрас яғичини бу адәмгә мәҗбурий көтәргүзди.
Mark UyCyr 15:22  Улар һәзрити Әйсани Голгота, йәни «Баш сүйәк» дегән йәргә елип барди.
Mark UyCyr 15:23  Униңға мурмәк­ки арилаштурулған шарап бәрди, лекин һәзрити Әйса уни ичмиди.
Mark UyCyr 15:24  Улар һәзрити Әйсани чапрас яғачқа миқлап асти вә һәр қайсиси өзигә чиққанни елиш үчүн чәк ташлишип, кийимлирини бөлүшүвал­ди.
Mark UyCyr 15:25  Һәзрити Әйса чапрас яғачқа миқланған вақит әтигән саат тоққуз­лар еди.
Mark UyCyr 15:26  Гуна тахтисиға «Йәһудийларниң Падишаси» дәп йезилған еди.
Mark UyCyr 15:27  Һәзрити Әйсадин башқа икки қарақчиму чапрас яғачқа миқлан­ған болуп, бири Униң оң йенидики, йәнә бири сол йенидики чапрас яғачта еди. {
Mark UyCyr 15:28  Шундақ қилип, Муқәддәс Язмилар­дики: «У җинайәт­чиләр билән бир қатарға қоюлиду», дегән сөз испат­ланди.}
Mark UyCyr 15:29  У йәрдин өткәнләр башлирини чайқишип, һәзрити Әйсани һақарәтләп: — Қени, Сән ибадәтханини бузуп ташлап, үч күндә қайтидин ясап чиқидиған Адәм едиңғу?
Mark UyCyr 15:30  Әнди чапрас яғачтин чүшүп, Өзәңни қутқузғина! — дейишти.
Mark UyCyr 15:31  Алий роһанийлар вә Тәврат устазлириму Уни шундақ мәсқирә қилип, өз ара: — Башқиларни қутқузуптикән, Өзини қутқузалмиди.
Mark UyCyr 15:32  Исраил­ларниң Падишаси Қутқазғучи-Мәсиһ әнди чапрас яғачтин чүшүп бақсунчу, биз шуни көрүп Униңға ишинәйли, — дейишти. Һәзрити Әйса билән биллә чапрас яғачқа миқланғанларму Уни һақарәтләшти.
Mark UyCyr 15:33  Чүш вақти саат он иккидә пүтүн зиминни қараңғулуқ қаплап, саат үчкичә давам қилди.
Mark UyCyr 15:34  Саат үчтә һәзрити Әйса жуқури аваз билән: «Елой, Елой, ләма шәвақтани!» Йәни «Худайим, Худайим, Мени немишкә ташлавәттиң!» дәп вақириди.
Mark UyCyr 15:35  У йәрдә турғанларниң бәзилири буни хата аңлап: — Қараңлар, бу Адәм Илияс пәйғәмбәргә мураҗиәт қиливатиду, — дейишти.
Mark UyCyr 15:36  Уларниң ичидин бири жүгрәп берип, бир парчә латини әкелип, әрзән үзүм шаравиға чилап, уни қомучниң учиға бағлап һәзрити Әйсаға ичкүзмәкчи болди вә: — Тохтап туруңлар! Қарап бақайли, Илияс пәйғәмбәр келип Уни чүшириваламдикин? — деди.
Mark UyCyr 15:37  Һәзрити Әйса қаттиқ вақиридидә, тиниғи тохтап, җан үзди.
Mark UyCyr 15:38  Шу вақитта мәркизий ибадәтханидики пәрдә жуқуридин төвәнгә икки парчә болуп житилди.
Mark UyCyr 15:39  Һәзрити Әйсаниң удулида турған йүз беши Униң қандақ җан үзгинини көрүп: — Бу Адәм һәқиқәтән Худа Оғли екән! — деди.
Mark UyCyr 15:40  Жирақтин қарап турған бәзи аялларму бар еди. Уларниң арисида мәҗдәллик Мәрийәм, кичик Яқуп билән Йосәниң аниси Мәрийәм вә Саломилар бар еди.
Mark UyCyr 15:41  Һәзрити Әйса Җәлилийәдә турған вақитта бу аяллар Униңға әгишип, Униң хизмитидә болған еди. Униң билән Йерусалимға биллә кәлгән йәнә бир мунчә аялларму әһвални күзитип туратти.
Mark UyCyr 15:42  У һарпа күни, йәни дәм елиш күниниң алдинқи күни еди. Кәч кирип қалғанда, йәһудийларниң алий кеңәшмисиниң һөрмәткә сазавәр әзаси, Худаниң Падишалиғини интизарлиқ билән күтүватқан араматиялиқ Йүсүп жүрәклик һалда һаким Пилатусниң алдиға чиқип, униңдин һәзрити Әйсаниң җәсидини беришини тәләп қилди.
Mark UyCyr 15:43  У һарпа күни, йәни дәм елиш күниниң алдинқи күни еди. Кәч кирип қалғанда, йәһудийларниң алий кеңәшмисиниң һөрмәткә сазавәр әзаси, Худаниң Падишалиғини интизарлиқ билән күтүватқан араматиялиқ Йүсүп жүрәклик һалда һаким Пилатусниң алдиға чиқип, униңдин һәзрити Әйсаниң җәсидини беришини тәләп қилди.
Mark UyCyr 15:44  Пилатус һәзрити Әйсаниң аллиқачан өлгәнлигини аңлап һәйран болди. У йүз бешини чақирип, униңдин һәзрити Әйсаниң өлгинигә қанчилик вақит болғанлиғини сориди.
Mark UyCyr 15:45  У йүз бешидин әһвални уққандин кейин, Йүсүпкә җәсәтни елип кетишкә рухсәт қилди.
Mark UyCyr 15:46  Йүсүп кәндир рәхт сетивелип, җәсәтни чапрас яғачтин чүширип кепинлиди вә қияда оюлған бир қәбиргә дәпнә қилип, ағзиға йоған бир қорам ташни домилитип қойди.
Mark UyCyr 15:47  Мәҗдәллик Мәрийәм билән Йосәниң аниси Мәрийәм һәзрити Әйсаниң қоюлған йерини көрүвалди.
Chapter 16
Mark UyCyr 16:1  Дәм елиш күни өткәндин кейин, мәҗдәллик Мәрийәм, Яқуп­ниң аниси Мәрийәм вә Саломилар берип һәзрити Әйса­ниң җәсидигә сүрүш үчүн хуш пурақлиқ буюмларни сетивалди.
Mark UyCyr 16:2  Һәптиниң биринчи күни улар таң сәһәрдә орнидин туруп, күн чиқиш билән тәң қәбиргә беришти.
Mark UyCyr 16:3  Улар өз ара: «Қәбирниң ағзидики ташни ким домилитишип берәр?» дейишти.
Mark UyCyr 16:4  У таш наһайити чоң еди. Бирақ улар башлирини көтирип қариғинида, ташниң бир янға домилитиветилгәнлигини көрди.
Mark UyCyr 16:5  Улар қәбиргә кирип оң тәрәптә ақ тон кийгән яш бир адәмниң олтарғанлиғини көргәндә, алақзадә болушти.
Mark UyCyr 16:6  У периштә уларға: — Алақзадә болмаңлар, силәр чапрас яғачқа миқланған насирәлик һәзрити Әйсани издәватисиләр. У тирилди, У бу йәрдә әмәс. Мана У бурун қоюлған җай.
Mark UyCyr 16:7  Силәр берип Униң шагиртлириға, болупму Петрусқа: «Һәзрити Әйса Җәлилийәгә силәрдин авал баридикән, силәргә ейтқинидәк Уни шу йәрдә көридикәнсиләр», дәңлар, — деди.
Mark UyCyr 16:8  Уларни титрәк басти һәм алақзадә болушуп қәбирдин чиқип қачти. Қорқуп кәткәчкә, бу ишни һеч кимгә ейтмиди.
Mark UyCyr 16:9  Һәзрити Әйса һәптиниң биринчи күни таң сәһәрдә тирилгәндин кейин, авал мәҗдәллик Мәрийәмгә көрүнди. У бу аялниң тенидин йәттә җинни һайдавәткән еди.
Mark UyCyr 16:10  Мәрийәм берип, бурун һәзрити Әйса билән биллә болған, һазир матәм тутуп көз йеши қилишиватқан шагиртларға хәвәр қилди.
Mark UyCyr 16:11  Улар һәзрити Әйсаниң тирилгәнлиги вә Мәрийәмниң Уни көргәнлигини аңлиғанда, ишәнмиди.
Mark UyCyr 16:12  Бу вақиәдин кейин һәзрити Әйса йезиға кетиватқан икки шагир­тиға башқа бир қияпәттә көрүнди.
Mark UyCyr 16:13  Шуниң билән шагиртлар кәйнигә қайтип, башқиларға бу ишни хәвәр қилди, лекин улар буниңғиму ишәнмиди.
Mark UyCyr 16:14  Униңдин кейин һәзрити Әйса бир дәстиханда олтирип ғизали­ниватқан он бир шагиртиға көрүнүп, уларниң ишәнмигәнлигини вә тәрсалиғини әйиплиди. Чүнки улар һәзрити Әйсани тирилгәндин кейин көргәнләрниң сөзигә ишәнмигән еди.
Mark UyCyr 16:15  Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Дунияниң һәр қайси җайлириға берип, пүтүн инсанларға Хуш Хәвәрни җакалаңлар.
Mark UyCyr 16:16  Ишинип, чөмүлдүрүшни қобул қилғанлар қутқузулиду. Ишәнмигәнләр болса дозаққа мәһкүм қилиниду.
Mark UyCyr 16:17  Ишәнгәнләргә мундақ мөҗүзиләрни көрситиш қабилийити һәмра болиду: Улар Мениң намим билән җинларни һайдаветәләйду, намәлум тилларда сөзлишәләйду,
Mark UyCyr 16:18  иланларни қоллирида тутсиму, һеч немә болмайду, зәһәрлик нәрсини ичсиму, һеч қандақ тәсир қилмайду. Бемарларға қоллирини тәккүзүп қойса, кесәллири сақийип кетиду.
Mark UyCyr 16:19  Рәббимиз Әйса уларға бу сөзләрни қилғандин кейин, асманға көтирилди вә Худаниң оң йенида олтарди.
Mark UyCyr 16:20  Шагиртлар тәрәп-тәрәпкә берип Хуш Хәвәрни җакалап жүрди. Рәббимиз улар билән биллә болуп, Өз сөзини улар көрсәткән мөҗүзиләр билән испатлиди.