Toggle notes
Chapter 1
I Sa | UyCyr | 1:2 | Әлқананиң Һанна вә Пининна исимлиқ икки аяли болуп, иккинчи аяли Пининнадин пәрзәнтлири бар еди, амма Һаннадин пәрзәнт көрмигән еди. | |
I Sa | UyCyr | 1:3 | Әлқана һәр жили қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигарға ибадәт қилип, Униңға қурванлиқ қилиш үчүн өз шәһиридин Шило шәһиригә аилиси билән биллә баратти. У йәрдә Әлиниң икки оғли, Хофни билән Пинихас Пәрвәрдигарға роһанийлиқ қилатти. | |
I Sa | UyCyr | 1:4 | Әлқана қурванлиқ қилған күни қурванлиқниң гөшини Пининнаға вә униң қиз-оғуллириға бир үлүштин бөлүп берәтти. | |
I Sa | UyCyr | 1:5 | Һаннаға болса қош үлүш берәтти. Чүнки Әлқана уни яхши көрәтти. Һалбуки, Пәрвәрдигар уни туғмас қилип қойған еди. | |
I Sa | UyCyr | 1:6 | Һаннани Пәрвәрдигар туғмас қилип қойғанлиғи үчүн күндиши Пининна уни қаттиқ азаплап, хапа қилатти. | |
I Sa | UyCyr | 1:7 | Бундақ қилиш узун жил давамлашти. Һанна Пәрвәрдигарниң ибадәтгаһиға һәр қетим барғинида, Пининна уни азаплатти. Шу сәвәплик у көз йеши қилатти, гелидин ғизаму өтмәтти. | |
I Sa | UyCyr | 1:8 | Ери Әлқана униңға: — Һанна, немишкә көз йеши қилисән? Немишкә ғиза йемәйсән? Немишкә шунчивала ғәмкинсән? Мән сән үчүн он оғулдинму артуқ әмәсму? — дәтти. | |
I Sa | UyCyr | 1:9 | Бир күни улар Шилода ғизалинип болғандин кейин, Һанна орнидин туруп, дуа қилишқа чиқти. У чағда роһаний Әли ибадәтгаһ дәрвазисиниң йенидики супида олтиратти. Һаннаниң көңли қаттиқ азапланғанлиқтин зар-зар жиғлиған һалда Пәрвәрдигарға дуа қилди. | |
I Sa | UyCyr | 1:10 | Бир күни улар Шилода ғизалинип болғандин кейин, Һанна орнидин туруп, дуа қилишқа чиқти. У чағда роһаний Әли ибадәтгаһ дәрвазисиниң йенидики супида олтиратти. Һаннаниң көңли қаттиқ азапланғанлиқтин зар-зар жиғлиған һалда Пәрвәрдигарға дуа қилди. | |
I Sa | UyCyr | 1:11 | У Пәрвәрдигарға қәсәм қилип: — Әй қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар, бәндәңниң қайғусиға нәзәр салғайсән. Мени есиңгә алғайсән, унтумиғайсән! Әгәр маңа бир оғул бәрсәң, мән уни өмүрлүк Саңа беғишлиған, бешиға өмүрвайәт устира тәккүзмигән болаттим, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 1:13 | Һанна ичидә дуа қилип, авазини чиқармиди. Пәқәт униң ләвлирила мидирлатти. Шуниң үчүн Әли уни мәс екән, дәп ойлиди-дә, | |
I Sa | UyCyr | 1:15 | Һанна униңға: — Яқ, ундақ әмәс, тәхсир. Мән ғәмкин бир аялмән. Һарақ-шарап ичмидим, пәқәт Пәрвәрдигарға көңлүмни төктүм. | |
I Sa | UyCyr | 1:16 | Мени яман аял дәп қалмисила, ғәм-қайғулиримниң көплигидин шундақ дуа қилдим, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 1:18 | Һанна җававән: — Көз алдилирида илтипат тапқаймән, — деди. Андин у қайтип берип, ғиза йеди, илгирикидәк ғәмкин болмиди. | |
I Sa | UyCyr | 1:19 | Әтиси Әлқананиң аилисидикиләр таң сәһәрдә туруп, Пәрвәрдигарға ибадәт қилғандин кейин, Рамаһтики өйигә қайтип келишти. Әлқана аяли Һанна билән бир орунда ятқан еди, Пәрвәрдигар Һаннаниң тилигини иҗавәт қилди. | |
I Sa | UyCyr | 1:20 | Һанна һамилдар болуп, вақит-саати тошқанда бир оғул туғди. «Уни Пәрвәрдигардин тиләвалдим» дәп, оғлиниң етини Самуил қойди. | |
I Sa | UyCyr | 1:21 | Шило шәһиригә баридиған вақит йәнә кәлди. Әлқана аилисидикиләрни елип, Пәрвәрдигарға жиллиқ қурванлиғини вә вәдә қилған қурванлиғини сунғили у йәргә барди. | |
I Sa | UyCyr | 1:22 | Бу қетим Һанна бармиди. У еригә: — Бала әмчәктин чиққандин кейин, уни елип баримән. Буниң билән у Пәрвәрдигарниң һозурида болиду, өмүрвайәт шу йәрдә қалиду, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 1:23 | Әлқана униңға: — Мәйли, қандақ қилишни яхши дәп билсәң шундақ қил. Бала әмчәктин чиққичә өйдә туруп турғин. Пәрвәрдигар қәсимиңни ада қилишиңға мәдәт бәргәй, — деди. Шуниң билән Һанна өйдә қелип, балисини емитти. | |
I Sa | UyCyr | 1:24 | Бала әмчәктин чиққандин кейин, Һанна уни Шилоға елип барди вә үч яшлиқ бир буқа, йерим халта ун, бир тулум шарап алғач барди. Һанна Самуилни Пәрвәрдигарниң ибадәтгаһиға елип кирди. Бала техи кичик еди. | |
I Sa | UyCyr | 1:27 | бурун бу йәрдә янлирида туруп, Пәрвәрдигарға дуа қилған һелиқи аял мән болимән. Мән Пәрвәрдигардин бала тилигән едим, Пәрвәрдигар тилигимни иҗавәт қилип, бу балини маңа бәрди. | |
Chapter 2
I Sa | UyCyr | 2:1 | Һанна мәдһийә ейтип, мундақ деди: Әй Пәрвәрдигар, шатландурдиң қәлбимни, Руслидиң қәддимни. Дүшмәнлирим алдида махтинар болдум, Яйридим Сән бәргәч ниҗатлиғиңни. | |
I Sa | UyCyr | 2:2 | Пәрвәрдигар бирдин-бир муқәддәстур, Әй Пәрвәрдигар, Сениң тәңдишиң йоқтур. Худайимиздәк панаһгаһ қорам таш йоқтур. | |
I Sa | UyCyr | 2:3 | Артуқ сөзлимәңлар берилип мәнмәнликкә, Ағзиңлардин чиқмисун тәкәббурлуқ сөзләр йәнә. Чүнки Пәрвәрдигар һәммини билгүчи Худадур, Қилған әмәлләрни У тартар таразида. | |
I Sa | UyCyr | 2:5 | Әнди нан үчүн ялланған ишчидур бурун тоқ болғанлар, Буниңдин кейин ач қалмас ач қалғанлар. Туғмас аял йәттини туғар, Көп балилиқ аял әнди мусибәттә қалар. | |
I Sa | UyCyr | 2:6 | Җанни алғучиму, бәргүчиму Пәрвәрдигардур, Гөргә чүшәргүчиму, елип чиққучиму Униң Өзидур. | |
I Sa | UyCyr | 2:7 | Намрат қилғучиму, бай қилғучиму Пәрвәрдигардур. Пәс қилғучиму, егизгә көтәргүчиму Униң Өзидур. | |
I Sa | UyCyr | 2:8 | У көтирип алар кәмбәғәлни чаң-тозаңдин, Елип чиқар йоқсулни әхләт догилиридин. Есилзадиләр арисидин җай берип уларға, Муйәссәр қилар уларни шан-шөһрәт орниға. Чүнки Пәрвәрдигарниңкидур зиминниң һуллири, У қойғандур уларниң үстигә дунияни. | |
I Sa | UyCyr | 2:9 | У Өз садақәтмәнлириниң йоллирини қоғдар, Ғалибә қилалмас инсан өз қудрити билән, Яманлар қараңғулуқта җимиқтурулар. | |
I Sa | UyCyr | 2:10 | Пәрвәрдигарға қаршилиқ қилғучилар бит-чит қилинар, У Өзи асмандин уларға чақмақ чүширәр. Пәрвәрдигар пүткүл дунияға һөкүм чиқирар. Өзи тиклигән падишаға күч ата қилар, Өзи таллиған падишаниң қудритини ашурар. | |
I Sa | UyCyr | 2:11 | Кейин Әлқаналар Рамаһқа қайтип кәтти. Лекин бала Самуил Пәрвәрдигарниң хизмитидә болуш үчүн роһаний Әлиниң һозурида қалди. | |
I Sa | UyCyr | 2:13 | Улар роһанийларниң қурванлиқ қилинған гөшни елиш тоғрисидики бәлгүлимисигә бойсунмай, өз хаһиши бойичә иш қилатти. Бир киши қурванлиқ қилса, гөш техи даш қазанда қайнаватқанда, уларниң хизмәткарлири үч чишлиқ ара тутуп келип, | |
I Sa | UyCyr | 2:14 | уни гөшкә санчип, ариға немә илинса, шуни «роһанийға тәвә» дәп елип кетәтти. Мана бу уларниң Шилоға қурванлиқ қилғили кәлгән исраилларниң һәммисигә қилғанлири еди. | |
I Sa | UyCyr | 2:15 | Буниң биләнла қалмай, һәтта қурванлиқниң йеғи көйдүрүлмәй турупла, уларниң хизмәткари келип, қурванлиқ қилғучиға: «Роһанийға кавап қилиш үчүн гөш бәр, у сәндин суда пиширилған гөшни әмәс, бәлки хам гөшни елишни халайду», дәтти. | |
I Sa | UyCyr | 2:16 | Әгәр қурванлиқ қилғучи: «Алди билән йеғи көйдүрүлсун, андин кейин халиғиниңчә аливәр!» десә, уларниң хизмәткари: «Яқ, һазирла бәр! Болмиса булап алимән!» дәтти. | |
I Sa | UyCyr | 2:17 | Әлиниң бу икки оғлиниң гунайи Пәрвәрдигарниң алдида толиму еғир еди. Чүнки улар Пәрвәрдигарға сунулған қурванлиққа шундақ һөрмәтсизлик қилишатти. | |
I Sa | UyCyr | 2:18 | У чағда Самуил техи бала еди. У кәндир рәхттин тикилгән роһанийлиқ тонини кийип, Пәрвәрдигарниң хизмитидә болатти. | |
I Sa | UyCyr | 2:19 | Аниси униңға һәр жили бир кичик чапан тикип, ери билән жиллиқ қурванлиқ қилишқа барғинида алғач баратти. | |
I Sa | UyCyr | 2:20 | Әли Әлқана вә униң аялиға бәхит тиләп, Әлқанаға: — Пәрвәрдигардин тиләп алған һәм Униңға беғишлиған оғлуңниң орниға, Пәрвәрдигар бу аялиңдин саңа пәрзәнтләр ата қилғай, — дәтти. Шуниңдин кейин улар өйигә қайтатти. | |
I Sa | UyCyr | 2:21 | Пәрвәрдигар Һаннаға ғәмхорлуқ қилғачқа, у һамилдар болуп, үч оғул, икки қиз туғди. Бала Самуил болса Пәрвәрдигарниң хизмитидә болуп, күндин-күнгә чоң болди. | |
I Sa | UyCyr | 2:22 | Әли наһайити қерип кәткән еди. У икки оғлиниң Исраил хәлқигә қилған әткәнлириниң һәммисини һәтта уларниң «Пәрвәрдигар билән учришиш чедири» алдида хизмәт қилидиған аяллар билән бир орунда ятқанлиғини аңлап туратти. | |
I Sa | UyCyr | 2:23 | Әли уларға: — Силәр немишкә бундақ ишларни қилисиләр? Һәммисидин силәрниң қилған әскилигиңларни аңлап туруватимән. | |
I Sa | UyCyr | 2:24 | Әй оғуллирим, бундақ қилмаңлар! Мениң қулиғимға йәткән, Пәрвәрдигарниң хәлқи арисида тарқилип жүргән бу хәвәрләр яхши әмәс! | |
I Sa | UyCyr | 2:25 | Әгәр бир киши йәнә бир кишигә қарши гуна өткүзсә, Худа униңға яраштурғучи болиду. Лекин бир киши Пәрвәрдигарға қарши гуна өткүзсә, униңға кимму яраштурғучи болалисун? — деди. Лекин улар атисиниң сөзигә қулақ салмиди, чүнки уларниң өлтүрүветилиши Пәрвәрдигарниң ирадиси еди. | |
I Sa | UyCyr | 2:27 | Бир күни бир пәйғәмбәр Әлиниң алдиға келип, униңға мундақ деди: — Пәрвәрдигар дәйдуки: «Исраиллар Мисир падишасиға қул болуп жүргәндә, Мән әҗдадиң Һарун вә униң уруқ-җамаитигә Өзәмни аян қилған едим. | |
I Sa | UyCyr | 2:28 | Мән уларни исриқ көйдүрүп, қурванлиқ супамда қурванлиқ қилсун, алдимда ефод кийимини кийип Маңа роһаний болсун дәп, исраилларниң барлиқ қәбилилири ичидин таллавалмиғанмидим? Шуниңдәк Һарунниң әвлатлириға уларниң үлүши болсун дәп, исраилларниң һәммә қурванлиқлиридин бәрмигәнмидим? | |
I Sa | UyCyr | 2:29 | Шундақ екән, йәнә немә үчүн тәливим бойичә ибадәтгаһимда қилинған қурванлиқ вә һәдийәләрни дәпсәндә қилисиләр? Әли, сән немишкә оғуллириңни Мәндин артуқ көрисән? Немә үчүн хәлқим сунған қурванлиқларниң яхши йәрлирини елип кетип, өзәңларни сәмиртисиләр?!» | |
I Sa | UyCyr | 2:30 | Әнди Пәрвәрдигар, йәни исраилларни таллиған Худа мундақ дәйдуки: «Һәқиқәтәнму уруғуңдин вә әҗдадиң уруғидин болғанларниң мәңгү роһаний болуп хизмитимдә болушини ейтқан едим. Бирақ Мән Пәрвәрдигар һазир шуни ейтимәнки, әнди бундақ болмайду. Мени һөрмәтлигәнләрни иззәтләймән, Мени камситқанлар хорлуқта қалиду. | |
I Sa | UyCyr | 2:31 | Мана, шундақ күнләр йеқинлашмақта: Атаңниң уруғидин болғанларни әҗилидин балдур һалак қилимән. Шуниң билән уруғуңдин узун өмүр сүридиған адәм чиқмайду. | |
I Sa | UyCyr | 2:32 | Мениң ибадәтгаһимда қайғулуқ ишларни көрисән. Гәрчә Мениң шапаитим исраилларға яғдурулған болсиму, сениң уруғуңдин узун өмүр сүридиған киши чиқмайду. | |
I Sa | UyCyr | 2:33 | Әвладиңдин бирсини Маңа роһанийлиқ қилишқа қалдуримән. Лекин униң көзидин яш қурумайду, қайғуда өтиду. Әвлатлириңниң һәммиси яш кетиду. | |
I Sa | UyCyr | 2:34 | Икки оғлуң Хофни билән Пинихас бир күндә өлиду. Бу саңа ейтқанлиримниң һәммисиниң әмәлгә ашурулидиғанлиғиниң бәлгүси болуп қалсун. | |
I Sa | UyCyr | 2:35 | Мән Өзәмгә садиқ бир роһаний тайинлаймән. У хаһишим вә ирадәм бойичә Маңа хизмәт қилиду. Униң әвладини мәңгү роһанийлиқ қилишқа тайинлаймән. Улар Мән таллиған падиша алдида мәңгү хизмәт қилиду. | |
Chapter 3
I Sa | UyCyr | 3:1 | Бала Самуил Әлиниң көз алдида Пәрвәрдигарға хизмәт қилип жүргән еди. У чағларда Пәрвәрдигардин кәлгән сөзләр вә ғайибанә аламәтләр кам еди. | |
I Sa | UyCyr | 3:3 | Пәрвәрдигарниң ибадәтгаһидики чирақ техи йенип туратти. Самуилму ибадәтгаһта ятатти, келишим сандуғи болса шу йәрдә еди. | |
I Sa | UyCyr | 3:4 | Шу чағда Пәрвәрдигар Самуилни чақирди. — Ләббәй, мана мән, — дәп җавап бәрди Самуил вә | |
I Sa | UyCyr | 3:5 | Әлиниң йениға жүгрәп кәлди, — мени чақирған едиңиз, мана мән! — деди. — Яқ, сени мән чақирмидим, қайтқин, берип җайиңда ят, — деди Әли. Самуил қайтип берип ятти. | |
I Sa | UyCyr | 3:6 | Пәрвәрдигар йәнә: — Самуил! — дәп чақирди. Самуил йәнә орнидин туруп, Әлиниң йениға кәлди вә: — Мени чақирған едиңиз, мана мән! — деди. — Чақирмидим, балам, қайтқин, берип җайиңда ят, — деди у. | |
I Sa | UyCyr | 3:7 | Шу чаққичә Пәрвәрдигарниң сөзи Самуилға техи аян болмиғачқа, у Пәрвәрдигарни тонуматти. | |
I Sa | UyCyr | 3:8 | Пәрвәрдигар Самуилни үчинчи қетим чақирди. У йәнә орнидин туруп Әлиниң йениға кәлди вә: — Мени чақирған едиңиз, мана мән! — деди. Әли шу чағда бу балини Пәрвәрдигарниң чақириватқанлиғини билип йәтти. | |
I Sa | UyCyr | 3:9 | Әли Самуилға: — Берип, җайиңда ят, әгәр йәнә чақирса, сән: «Әй Пәрвәрдигар, сөз қил, қулуңниң қулиғи Сәндә!» дегин, — деди. Самуил берип өз орнида ятти. | |
I Sa | UyCyr | 3:10 | Пәрвәрдигар униң қешиға келип, байиқидәк: — Самуил! Самуил! — дәп чақирди. — Сөз қил, қулуңниң қулиғи Сәндә! — дәп җавап бәрди Самуил. | |
I Sa | UyCyr | 3:11 | Пәрвәрдигар униңға: — Самуил, Мән исраиллар ичидә шундақ бир иш қилмақчимәнки, уни аңлиғучилар аң-таң қалиду. | |
I Sa | UyCyr | 3:12 | Шу чағда Мән Әлиниң аилиси тоғрисида ейтқан сөзлиримниң һәммисини баштин-ахириғичә әмәлгә ашуримән. | |
I Sa | UyCyr | 3:13 | Мән униң аилисини мәңгү җазалайдиғанлиғимни униңға ейтқан едим. Чүнки у оғуллириниң еғир гуналиридин хәвәрдар болуп, уларниң Маңа күпүрлүк қиливатқанлиғини билип туруп, уларни тосимиди. | |
I Sa | UyCyr | 3:14 | Шуниң үчүн Мән Әлиниң аилиси тоғрилиқ қәсәм қилдимки, Әлиниң аилисиниң гуналири һәрқандақ қурванлиқ вә һәдийәләр биләнму мәңгү кәчүрүм қилинмайду, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 3:15 | Самуил таң атқичә орнида йетип, андин турди вә Пәрвәрдигарниң ибадәтгаһиниң ишиклирини ачти. У бу сөзни Әлигә ейтиштин қорқти. | |
I Sa | UyCyr | 3:16 | Әли уни: — Әй оғлум Самуил! — дәп чақирди. — Ләббәй, мана мән! — дәп җавап бәрди Самуил. | |
I Sa | UyCyr | 3:17 | Әли униңға: — Пәрвәрдигар саңа немиләрни деди? Мәндин йошурма. Әгәр һәммисини ейтмисаң, Худа сени еғир җазалиғай! — деди. | |
I Sa | UyCyr | 3:18 | Шуңа Самуил һечнемини йошурмай, өз әйни бойичә ейтип бәрди. Әли униңға: — У Пәрвәрдигардур, Униң ирадә қилғини әмәлгә ашқай, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 3:19 | Самуил чоң болғансири Пәрвәрдигар униңға яр болуп, у арқилиқ йәткүзүлгән сөзлириниң һечбирини әмәлгә ашурмай қоймиди. | |
I Sa | UyCyr | 3:20 | Шуниң билән Исраилниң шималидики Дан шәһиридин җәнубидики Бәәршәба шәһиригичә болған зиминда яшайдиған пүткүл исраиллар Самуилниң һәқиқәтән Пәрвәрдигар таллиған пәйғәмбәр екәнлигини билип йәтти. | |
Chapter 4
I Sa | UyCyr | 4:1 | У чағларда филистийәликләр исраилларға һуҗум қилған еди, исраиллар уларға қарши җәңгә атланди. Исраиллар Әбәнәзәр дегән йәрдә, филистийәликләр Афеқ дегән йәрдә баргаһ тикишти. | |
I Sa | UyCyr | 4:2 | Филистийәликләр исраилларға қарши сәп түзүп җәңгә атлинип, бир мәйдан шиддәтлик елишиштин кейин исраилларни мәғлуп қилди, нәқ мәйданда уларниң қошунидин төрт миңға йеқин адәмни өлтүрди. | |
I Sa | UyCyr | 4:3 | Мәғлуп болған ләшкәрләр баргаһқа қайтип кәлгән чағда, Исраил ақсақаллири: — Немә үчүн Пәрвәрдигар бүгүн бизниң филистийәликләргә мәғлуп болушимизға йол қойди? Пәрвәрдигарниң келишим сандуғини Шилодин бу йәргә елип келәйли, у бизниң аримизда болса, бизни дүшмәнлиримиздин қутқузиду, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 4:4 | Шуниң билән бир нәччә адәм Шилоға әвәтилди, улар икки «керубниң» арисидики «меһир-шәпқәт тәхтидә» олтарған қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигарниң келишим сандуғини елип кәлди. Әлиниң икки оғли Хофни билән Пинихасму шу йәргә келишим сандуғи билән биллә кәлди. | |
I Sa | UyCyr | 4:5 | Пәрвәрдигарниң келишим сандуғи баргаһқа йетип кәлгәндә, пүтүн исраиллар йәрни тәврәткүдәк күчлүк чуқан көтиришти. | |
I Sa | UyCyr | 4:6 | Филистийәликләр чуқанни аңлап: — Ибранийларниң баргаһида немә үчүн бунчилик қаттиқ чуқан көтирилип кәтти? — дәп һәйран қелишти. Кейин Пәрвәрдигарниң келишим сандуғиниң баргаһқа елип келингәнлигини билип, | |
I Sa | UyCyr | 4:7 | қорқуп кетишти. Улар: — Илаһлири уларниң баргаһиға кәпту, һалимизға вай! Биз бурун һечқачан бундақ ишқа йолуқуп бақмиған едуқ! | |
I Sa | UyCyr | 4:8 | Әнди бизни кимму бу қудрәтлик илаһларниң қолидин қутқузалайду? Чөл-баяванда мисирлиқларни түрлүк балаю-апәтләр билән урғанлар әшу илаһлар әмәсмиди? | |
I Sa | UyCyr | 4:9 | Қени, филистийәликләр, әркәктәк батур болайли! Ундақ болмиса, ибранийларниң бизгә қул болғиниға охшаш, әнди биз уларниң қули болимиз. Шундақ екән, әркәктәк җәң қилайли! — дейишти. | |
I Sa | UyCyr | 4:10 | Шуниңдин кейин филистийәликләр қаттиқ һуҗум қилип, исраилларни мәғлуп қилди, қирғин қилиш шундақ қаттиқ болдики, 30 миң Исраил ләшкириниң өлүги җәңгаһта қалди. Һаят қалғанлириниң һәммиси өйлиригә қечип кетишти. | |
I Sa | UyCyr | 4:11 | Пәрвәрдигарниң келишим сандуғи дүшмәнниң қолиға чүшүп кәтти, Әлиниң икки оғли Хофни билән Пинихасму өлтүрүлди. | |
I Sa | UyCyr | 4:12 | Бинямин қәбилисидин болған бир адәм җәңгаһтин қечип, шу күнила Шилоға йетип кәлди. У қайғудин кийимини житип, бешиға топа чачқан еди. | |
I Sa | UyCyr | 4:13 | Шу чағда Әли Пәрвәрдигарниң келишим сандуғидин ғәм қилип, жүриги еғип, йол бойидики орундуғида олтирип хәвәр күтүватқан еди. Һелиқи адәм шәһәргә кирип йүз бәргән вақиәләрни ейтип бәргәндә, пүткүл хәлиқ дат-пәрият көтәрди. | |
I Sa | UyCyr | 4:14 | Әли чуқан-сүрәнни аңлап: — Немишкә бунчилик чуқан салисиләр? — дәп сориди. Һелиқи адәм «болған вақиәдин Әлини хәвәрдар қилип қояй» дәп, дәрһал униң йениға кәлди. | |
I Sa | UyCyr | 4:16 | Һелиқи адәм Әлигә: — Мән җәң мәйданидин кәлгәнмән, у йәрдин бүгүн қечип кәлдим, — деди. — Немә болди, оғлум? — дәп сориди Әли. | |
I Sa | UyCyr | 4:17 | Хәвәр әкәлгән адәм мундақ деди: — Исраиллар филистийәликләргә мәғлуп болди, ләшкәрләрдин нурғунлири өлтүрүлди, сизниң оғуллириңиз Хофни билән Пинихасму өлди. Худаниң келишим сандуғиму қолдин кәтти. | |
I Sa | UyCyr | 4:18 | Гәп Пәрвәрдигарниң келишим сандуғи үстидә болғанда, Әли орундуғидин арқисичә учуп кәтти-дә, қерилиғи вә семизлиғидин бойни үзүлүп, шу заман җан бәрди. У исраилларға қириқ жил йетәкчилик қилған еди. | |
I Sa | UyCyr | 4:19 | Әлиниң келини, йәни Пинихасниң хотуни һамилдар болуп, көз йорушиға аз қалған еди. «Пәрвәрдигарниң келишим сандуғи қолдин кәтти, ериң билән қейинатаң өлди» дегән хәвәрни аңлаш биләнла, униң толғиғи қаттиқ тутуп, зоңзийип олтирип бошанди. | |
I Sa | UyCyr | 4:20 | У җан үзәй дәп қалғанда, һалидин хәвәр елип турған аяллар униңға: — Қорқма, оғул туғдуң, — дейишти, лекин у буниңға етивар бәрмиди, җавапму қайтурмиди. | |
I Sa | UyCyr | 4:21 | Худаниң келишим сандуғиниң қолдин кәткәнлиги, қейинатиси вә ериниң өлгәнлигидин у: «Шан-шәрәп Исраилдин кәтти», дәп балисиға Икабод дегән исимни қойди. | |
Chapter 5
I Sa | UyCyr | 5:1 | Филистийәликләр Худаниң келишим сандуғини қолға чүшәргәндин кейин, уни Әбәнәзәрдин Ашдод шәһиригә елип кәлди. | |
I Sa | UyCyr | 5:3 | Ашдодлуқлар әтиси сәһәрдә, Дагонниң йүзичилап йәргә жиқилип Пәрвәрдигарниң келишим сандуғи алдида ятқанлиғини көрди. Улар Дагонни елип, җайиға турғузуп қойди. | |
I Sa | UyCyr | 5:4 | Иккинчи күни сәһәрдә улар йәнә Дагонниң охшашла Пәрвәрдигарниң келишим сандуғи алдида йүзичилап йәргә жиқилип ятқанлиғини көрди. Бирақ бу қетим Дагонниң беши билән икки қоли сунған һалда босуғида туратти, пәқәт гәвдисила пүтүн қалған еди. | |
I Sa | UyCyr | 5:5 | Шу сәвәплик та һазирғичә Дагон роһанийлири вә униң бутханисиға киргүчиләр әшу босуғини дәссимәйду. | |
I Sa | UyCyr | 5:6 | Пәрвәрдигарниң җазаси Ашдод аһалиси вә униң әтрапидики йеза-қишлақ аһалисиниң бешиға чүшти. У уларға азап селип, уларниң бәдәнлирини өсмә билән қаплатти. | |
I Sa | UyCyr | 5:7 | Буларни көргән ашдодлуқлар: — Исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаниң келишим сандуғи биздә турмисун. Чүнки У бизни вә илаһимиз Дагонни қаттиқ җазалиди, — дейишти. | |
I Sa | UyCyr | 5:8 | Шуниң билән улар филистийәликләрниң һәммә бәглирини чақиртип җәм қилип, улардин: — Исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаниң келишим сандуғини қандақ қилсақ болар? — дәп мәслиһәт сорашти. — У Гатқа йөткиветилсун! — дәп җавап беришти улар. Шуниңдин кейин улар Худаниң келишим сандуғини Гат шәһиригә йөткиди. | |
I Sa | UyCyr | 5:9 | Амма улар уни йөткигәндин кейин, Пәрвәрдигарниң еғир җазаси у йәрдикиләрниңму бешиға чүшти, пүтүн шәһәрни вәһимә басти. Пәрвәрдигар шәһәр аһалисиниң қери-яш һәммисини өсмә билән җазалиди. | |
I Sa | UyCyr | 5:10 | Шу сәвәптин улар Худаниң келишим сандуғини Әқрон шәһиригә йөткиди. Худаниң келишим сандуғи у йәргә елип келингәндә, әқронлуқлар: — Улар бизни вә пүткүл хәлқимизни өлтүрүш үчүн исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаниң келишим сандуғини әкелишти, — дәп дат-пәрият көтирип кетишти. | |
I Sa | UyCyr | 5:11 | Шуниң билән улар филистийәликләрниң һәммә бәглирини йәнә чақиртип җәм қилип, уларға: — Исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаниң келишим сандуғини бу йәрдин өз тәвәлигигә апириветиңлар! Болмиса у бизниму, хәлқимизниму һалак қилиду, — дейишти. Худа нурғун адәмләрни һалак қилған еди, пүтүн шәһәрдә өлүм вәһимиси һөкүм сүргән еди. | |
Chapter 6
I Sa | UyCyr | 6:2 | улар роһанийлири билән палчилирини чақиртип келип, улардин: — Биз Пәрвәрдигарниң келишим сандуғини қандақ қилсақ болар? Уни өз җайиға қандақ қайтуримиз? Йол көрситиңлар, — дәп ярдәм сориди. | |
I Sa | UyCyr | 6:3 | Роһанийлири билән палчилири мундақ җавап бәрди: — Әгәр исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаниң келишим сандуғини қайтуруп беридиған болсаңлар, әлвәттә, қуруқ қайтурмай, Пәрвәрдигарға әйивиңларни жуюдиған әйип қурванлиғини қошуп бериңлар. Шундақ қилсаңлар, шипалиқ таписиләр вә Униң немә үчүн силәрни тохтимай җазалиғанлиғини билип қалисиләр. | |
I Sa | UyCyr | 6:4 | — Қандақ әйип қурванлиғини бәрсәк болар? — дәп сорашти филистийәликләр. Улар мундақ дәп җавап беришти: — Әйип қурванлиғи үчүн, силәр өз бегиңларниң саниға мас һалда алтундин бәш данә өсмә вә бәш чашқан һәйкилини қуйдуруңлар. Чүнки охшаш балаю-апәт силәргиму, силәрниң бегиңларғиму кәлди. | |
I Sa | UyCyr | 6:5 | Силәр җәзмән өсмиләр вә жутуңларда вәйранчилиқ чиқарған чашқанларниң шәклидики һәйкәлләрни қуйдуруңлар вә шу тәриқидә исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаға иззәт-һөрмитиңларни билдүрүңлар. Әйнә шундақ қилсаңлар, бәлким У силәргә, силәрниң илаһиңларға вә жутуңларға кәлгән балаю-апәтни тохтитар. | |
I Sa | UyCyr | 6:6 | Силәрниң Мисир падишаси вә мисирлиқлардәк җаһиллиқ қилишиңларниң немә һаҗити? Исраиллар етиқат қилип кәлгән Худа уларға қаттиқ қоллуқ қилғандин кейинла, улар исраилларни қоюп бәргән әмәсмиди? Шундила исраиллар Мисирдин айрилған әмәсмиди? | |
I Sa | UyCyr | 6:7 | Әнди йеңи бир һарву вә йеқиндила мозайлиған, боюнтуруқ селинип бақмиған икки кала тәйярлап, уларни һарвуға қетиңлар, мозайлирини айрип өйдә елип қелиңлар. | |
I Sa | UyCyr | 6:8 | Пәрвәрдигарниң келишим сандуғини һарвуға бесип, йениға әйип қурванлиғи үчүн Униңға аталған алтун һәйкәлләр қачиланған сандуқни қоюңлар, һарвуға қошулған калиларни йолға қоюп бериңлар. | |
I Sa | UyCyr | 6:9 | Андин қарап туруңлар, әгәр һарву Бәйт-Шәмәш шәһиригә баридиған йол билән маңса, бу балаю-апәтни әвәткүчи исраиллар етиқат қилип кәлгән Худадур, дәп билимиз; әгәр һарву у йол билән маңмиса, демәк, бизни җазалиғучи У әмәс, бәлки бу бир тәсадипиликтур, дәп билимиз. | |
I Sa | UyCyr | 6:10 | Филистийәликләр һәммини уларниң дегинидәк қилди. Йеқиндила мозайлиған, боюнтуруқ селинип бақмиған икки калини һарвуға қетип, мозайлирини өйгә солап қойди. | |
I Sa | UyCyr | 6:11 | Улар келишим сандуғини һарвуға басти, өсмиләр билән чашқанларниң алтундин қуюлған һәйкәллири селинған сандуқни униң йениға қойди. | |
I Sa | UyCyr | 6:12 | Калилар Бәйт-Шәмәшкә баридиған йолға чүшүп, йә солға, йә оңға бурулмай, яки тохтимай, мөригән пети удул маңди. Филистийәликләрниң бәш бегиму уларниң арқисидин таки Бәйт-Шәмәш чегарасиғичә кәлди. | |
I Sa | UyCyr | 6:13 | Бәйт-Шәмәш аһалиси җилғида ома орувататти. Улар башлирини көтәргәндә келишим сандуғини көрүп, шатлиққа чөмди. | |
I Sa | UyCyr | 6:14 | Һарву бәйт-шәмәшлик Йошуваниң етизиға келип чоң бир қорам ташниң йенида тохтиди. Бәйт-Шәмәш аһалиси һарвуни отун қилип йерип, калиларни Пәрвәрдигарға атап боғузлап, көйдүрмә қурванлиқ қилди. | |
I Sa | UyCyr | 6:15 | Лавийлар һарвудин Пәрвәрдигарниң келишим сандуғи билән алтун һәйкәлләр қачиланған сандуқни чүширип, һелиқи қорам ташниң үстигә қойди. Шу күни Бәйт-Шәмәш аһалиси Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурванлиқ билән башқа қурванлиқларни кәлтүрүшти. | |
I Sa | UyCyr | 6:16 | Филистийәликләрниң бәш беги уларниң қилған ишлирини көрүп болуп, шу күнила Әқронға қайтип кәтти. | |
I Sa | UyCyr | 6:17 | Филистийәликләрниң Пәрвәрдигарға әйип қурванлиғи қилип атиған өсмә һәйкәллириниң бири Ашдод, бири Газа, бири Ашқилон, бири Гат вә бири Әқрон үчүн еди. | |
I Sa | UyCyr | 6:18 | Алтун чашқанларниң сани болса филистийәликләрниң бәш бегигә тәвә сепиллири, мустәһкәм шәһәрләр вә уларға тәвә йеза-қишлақларниң сани билән баравәрдур. Бәйт-шәмәшлик Йошуваниң етизидики Пәрвәрдигарниң келишим сандуғи қоюлған һелиқи чоң қорам таш таки һазирғичә бу ишларға гува болуп, өз орнида турмақта. | |
I Sa | UyCyr | 6:19 | Пәрвәрдигар бәйт-шәмәшликләрдин йәтмиш кишиниң җенини алди. Чүнки улар өз мәйличә келишим сандуғиниң ичигә қариди. Аһалиләр Пәрвәрдигарниң өзлирини шунчә қаттиқ урғанлиғиға қайғуруп һаза тутушти. | |
I Sa | UyCyr | 6:20 | Бәйт-шәмәшликләр: «Пәрвәрдигар, йәни бу муқәддәс болған Худаниң алдида кимму туралар? Келишим сандуғи әнди бу йәрдин қәйәргә апирилиши керәк?» дәп налә-пәрият қилишти. | |
Chapter 7
I Sa | UyCyr | 7:1 | Шуниңдин кейин Қирят-Йиарим шәһиридики кишиләр Пәрвәрдигарниң келишим сандуғини елип, кичигирәк бир тағ үстигә селинған Абинадабниң өйигә апирип қойди. Пәрвәрдигарниң келишим сандуғини сақлисун дәп, улар Абинадабниң оғли Әлъазарни паклап, шу вәзипигә тайинлиди. | |
I Sa | UyCyr | 7:2 | Пәрвәрдигарниң келишим сандуғи узақ вақит, йәни жигирмә жил Қирят-Йиарим шәһиридә туруп қалди. Бу мәзгилдә пүтүн исраиллар һәсрәт ичидә Пәрвәрдигарға интизар болуп турди. | |
I Sa | UyCyr | 7:3 | Самуил исраилларға мундақ деди: — Әгәр силәр чин қәлбиңлардин Пәрвәрдигарға қайта йеқинлишишни нийәт қилсаңлар, ят қовумларниң илаһлири вә Ашторәт дегән аял илаһниң бутлиридин ада-җуда болуңлар. Өзәңларни тәл-төкүз Пәрвәрдигарға атаңлар, Униңғила ибадәт қилиңлар. Шундақ қилсаңларла, У силәрни филистийәликләрниң қолидин қутқузиду. | |
I Sa | UyCyr | 7:4 | Шуниң билән исраиллар Баал билән Ашторәтниң бутлирини ташлап, пәқәт Пәрвәрдигарғила ибадәт қилди. | |
I Sa | UyCyr | 7:5 | Шу чағда Самуил уларға: — Пүтүн исраиллар, Мизпаһқа жиғилиңлар, мән у йәрдә силәр үчүн Пәрвәрдигарға дуа қилай, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 7:6 | Шундақ қилип, пүтүн хәлиқ Мизпаһ шәһиригә жиғилди. Улар қудуқтин су тартип, Пәрвәрдигарниң алдиға төкүп, күн бойи роза тутуп, «Пәрвәрдигарға қарши гуна қилдуқ» дәп иқрар қилишти. Самуил исраилларға йетәкчилик қилишни Мизпаһ шәһиридә башлиди. | |
I Sa | UyCyr | 7:7 | Филистийәликләрниң һелиқи бәш беги исраилларниң Мизпаһқа жиғилғанлиғини аңлап, ләшкәр башлап һуҗум қилишқа атланди. Исраиллар буниңдин хәвәр тепип, филистийәликләрдин наһайити қорқушуп кәтти вә | |
I Sa | UyCyr | 7:8 | Самуилға: — Биз үчүн Пәрвәрдигар — Худайимизға тохтимай налә қилсиңиз, У бизни филистийәликләрниң қолидин қутқузғай, — дәп йелинди. | |
I Sa | UyCyr | 7:9 | Шуниң билән Самуил емиватқан бир қозини пүтүн пети көйдүрмә қурванлиқ қилип, Пәрвәрдигарға сунди. Шундақ қилип, у исраиллар үчүн Пәрвәрдигарға илтиҗа қилған еди, Пәрвәрдигар униң илтиҗасини қобул қилди. | |
I Sa | UyCyr | 7:10 | Самуил көйдүрмә қурванлиқ қиливатқанда, филистийәликләр һуҗумға өтүшкә йетип кәлди. Амма шу күни Пәрвәрдигар асманда қаттиқ гүлдүрмома гүлдүрлитип, уларни алақзадиликкә салди. Нәтиҗидә улар исраилларға мәғлуп болди. | |
I Sa | UyCyr | 7:11 | Исраиллар Мизпаһтин чиқип, филистийәликләрни Бәйткарғичә қоғлап, уларни йол бойи қирип маңди. | |
I Sa | UyCyr | 7:12 | Шуниңдин кейин Самуил Мизпаһ билән Шен дегән йәрниң оттурисиға бир ташни тиклиди. Буни «Әбәнәзәр» (ярдәм теши) дәп атап, «Бу чаққичә Пәрвәрдигар бизгә ярдәм қилип кәлди», деди. | |
I Sa | UyCyr | 7:13 | Шундақ қилип, филистийәликләр мәғлуп қилинди. Самуил һаят чағда, Пәрвәрдигар уларни Исраил зиминиға қайта аяқ бастурмиди. | |
I Sa | UyCyr | 7:14 | Исраиллар филистийәликләрниң қолиға чүшүп кәткән Әқрондин Гатқичә болған арилиқтики шәһәрлириниң һәммисини, шундақла бу шәһәрләрниң йенидики йәрләрниму қайтурувелип, пүтүн зиминини әслигә кәлтүрүвалди. У чағларда исраиллар билән аморлар тинич өтти. | |
I Sa | UyCyr | 7:16 | У һәр жили Бәйтәл, Гилгал, Мизпаһни айлинип жүрүп, у шәһәрләрдә исраилларниң әризә-давалири үстидин һөкүм чиқиратти. | |
Chapter 8
I Sa | UyCyr | 8:2 | Тунҗа оғлиниң исми Йоел, иккинчисиниң болса Абия еди, иккилиси Бәәршәба шәһиридә йетәкчилик қилатти. | |
I Sa | UyCyr | 8:4 | Шу сәвәптин исраилларниң һәммә ақсақаллири җәм болуп, Рамаһқа Самуил билән көрүшүшкә кәлди. | |
I Sa | UyCyr | 8:5 | Улар униңға: — Сиз қерип қалдиңиз, оғуллириңиз болса сизниң йолуңизни тутмиди. Шуңа бизгә йетәкчилик қилишқа башқа әлләрниңкидәк бир падиша тайинлап бәрсиңиз, — дейишти. | |
I Sa | UyCyr | 8:6 | Уларниң: «Бизгә йетәкчилик қилишқа бир падиша тайинлап бәрсиңиз», дегән бу тәливи Самуилға яқмиғанлиқтин, у Пәрвәрдигарға дуа қилди. | |
I Sa | UyCyr | 8:7 | Пәрвәрдигар униңға мундақ деди: «Хәлиқниң ейтқанлириниң һәммисигә қулақ сал! Улар сени әмәс, бәлки Мени рәт қилди. Улар Мениң уларниң үстидин давамлиқ Падиша болушумни халимайватиду. | |
I Sa | UyCyr | 8:8 | Мән уларни Мисирдин елип чиққандин бери, улар Мени ташлап, башқа илаһларға чоқунуп кәлмәктә. Әнди сениму рәт қиливатиду. | |
I Sa | UyCyr | 8:9 | Һазир уларниң сөзигә қулақ сал. Бирақ уларни җиддий агаһландуруп, улар сориған һөкүмранлиқ қилғучи падишаниң уларға қандақ муамилә қилидиғанлиғини билдүрүп қой!» | |
I Sa | UyCyr | 8:10 | Самуил өзидин бир падиша тайинлап беришни тәләп қилған хәлиққә Пәрвәрдигарниң ейтқанлириниң һәммисини йәткүзүп: | |
I Sa | UyCyr | 8:11 | — Силәргә һөкүмранлиқ қилғучи падиша һоқуқидин пайдилинип, силәргә мундақ муамилә қилиду: Оғуллириңларни өз ишиға тутувелип, бәзилирини һарвулири вә атлири үчүн ишлитип, бәзилирини һарвулириниң алдида жүгрәшкә салиду. | |
I Sa | UyCyr | 8:12 | Бәзилирини ләшкәр башлиқлиғиға тайинлайду. Бәзилири миң ләшкәргә башлиқ болса, бәзилири әллик ләшкәргә башлиқ болиду. Оғуллириңларни падишаниң йәрлирини теришқа, омисини орушқа, қурал-ярақлирини вә җәң һарвулириниң җабдуқлирини ясашқа қойиду. | |
I Sa | UyCyr | 8:14 | У силәрниң әң яхши етиз-ериқлириңларни, үзүмзарлиғиңларни вә зәйтунзарлиғиңларни тартивелип, өзиниң әмәлдарлириға бериду. | |
I Sa | UyCyr | 8:15 | Ашлиқ вә үзүмүңларниң ондин бирини еливелип, команданлири вә әмәлдарлириға тәғдим қилиду. | |
I Sa | UyCyr | 8:16 | Алдиңқи қатарлиқ яш жигитлириңларни, әр вә аял хизмәткарлириңларни һәм ешәклириңларни елип, өз ишиға салиду. | |
I Sa | UyCyr | 8:18 | Шуниң билән өзәңларға тиклигән падиша дәстидин дат-пәрият чекисиләр, у чағда Пәрвәрдигар силәргә қулақ салмайду, — дәп агаһландурди. | |
I Sa | UyCyr | 8:20 | Шу чағда бизму башқа әлләргә охшаш болимиз. Падишайимиз бизни башқуриду, у алдимизда бизни башлап маңидиған, җәңләрдә бизгә рәһбәрлик қилидиған болиду, — дәп турувалди. | |
Chapter 9
I Sa | UyCyr | 9:1 | Бинямин қәбилисидин болған Киш исимлиқ бир адәм бар еди. У Абиелниң оғли, Абиел Зирорниң оғли, Зирор Бикоратниң оғли, Бикорат болса Афияһниң оғли еди. Киш абройлуқ, дөләтмән адәм еди. | |
I Sa | UyCyr | 9:2 | Униң Саул атлиқ келишкән бир оғли бар еди, исраил хәлқи ичидә униңдин келишкини йоқ еди. Һәрқандақ адәмниң бойи униң йәлкисидин ашматти. | |
I Sa | UyCyr | 9:3 | Бир күни Кишниң бир нәччә ешиги йоқап кәтти. Киш оғли Саулға: — Балам, хизмәткарлардин бирәрсини елип, ешәкләрни издәп баққина! — деди. | |
I Sa | UyCyr | 9:4 | Саул бир хизмәткар билән Әфрайим тағлиқ районида вә Шалишаһ зиминида ешәкләрни издәп тапалмиди. Шаалим зиминиға өтүведи, ешәкләр у йәрдиму йоқ болуп чиқти. Шуниңдин кейин улар Бинямин зиминини кезип чиқти, ешәкләрни у йәрләрдинму тапалмиди. | |
I Sa | UyCyr | 9:5 | Улар Зуф зиминиға кәлгәндә, Саул хизмәткариға: — Әнди өйгә қайтайли! Болмиса атам ешәкләрдин әмәс, биздин әнсирәшкә башлайду, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 9:6 | Лекин хизмәткари униңға: — Мана, бу алдимиздики шәһәрдә Худаниң нәзири чүшкән бир адәм бар. У көпчиликниң һөрмитигә сазавәр болуп, униң ейтқанлириниң һәммиси әмәлгә ашиду. Әнди шу адәмниң йениға барсақ, бәлким у баридиған йолумизни бизгә көрситип қалар, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 9:7 | — Әгәр шу адәмниң йениға барсақ, у адәмгә немини соға қилимиз? — деди Саул, — бизниң хурҗунумизда йегүдәк нәрсә қалмиди, униңға соға қилғудәк нәрсә йоқ! | |
I Sa | UyCyr | 9:8 | Хизмәткар Саулға җававән: — Мәндә бир кичик күмүч тәңгә бар. Уни Худаниң нәзири чүшкән шу адәмгә берәй, баридиған йолумизни бизгә көрситип бәрсун, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 9:9 | — Яхши, әмсә барайли, — деди Саул. Улар Худаниң нәзири чүшкән адәм туридиған шәһәргә қарап маңди. Улар даванға чиқип, шәһәргә баридиған йолда кетиватқанда, қудуқтин су әкелишкә чиққан қизларни учритип, улардин: — Ғайипни билгүчи шәһәрдиму? — дәп сориди. (У заманларда Исраилда кишиләр Худаға бирәр иш тоғрилиқ илтиҗа қилмақчи болса, «ғайипни билгүчиниң қешиға барайли» дәтти. Йәни һазир пәйғәмбәр дейилгән киши у заманларда «ғайипни билгүчи» дәп атилатти.) | |
I Sa | UyCyr | 9:10 | — Яхши, әмсә барайли, — деди Саул. Улар Худаниң нәзири чүшкән адәм туридиған шәһәргә қарап маңди. Улар даванға чиқип, шәһәргә баридиған йолда кетиватқанда, қудуқтин су әкелишкә чиққан қизларни учритип, улардин: — Ғайипни билгүчи шәһәрдиму? — дәп сориди. (У заманларда Исраилда кишиләр Худаға бирәр иш тоғрилиқ илтиҗа қилмақчи болса, «ғайипни билгүчиниң қешиға барайли» дәтти. Йәни һазир пәйғәмбәр дейилгән киши у заманларда «ғайипни билгүчи» дәп атилатти.) | |
I Sa | UyCyr | 9:11 | — Яхши, әмсә барайли, — деди Саул. Улар Худаниң нәзири чүшкән адәм туридиған шәһәргә қарап маңди. Улар даванға чиқип, шәһәргә баридиған йолда кетиватқанда, қудуқтин су әкелишкә чиққан қизларни учритип, улардин: — Ғайипни билгүчи шәһәрдиму? — дәп сориди. (У заманларда Исраилда кишиләр Худаға бирәр иш тоғрилиқ илтиҗа қилмақчи болса, «ғайипни билгүчиниң қешиға барайли» дәтти. Йәни һазир пәйғәмбәр дейилгән киши у заманларда «ғайипни билгүчи» дәп атилатти.) | |
I Sa | UyCyr | 9:12 | — Һә-ә, шундақ. У һелила алдиңларда кәтти, — дәп җавап бәрди қизлар, — тезирәк меңиңлар. У шәһәргә бүгүнла кәлди. Хәлиқ сәҗдигаһта қурванлиқ қилмақчи. Һазирла шәһәргә кириңлар, у сәҗдигаһқа ғизаланғили чиқиштин бурун уни тапалайсиләр. Җамаәт у кәлмигичә ғизаға еғиз тәккүзмәйду, у дуа қилип бәргәндин кейинла, чақирилғанлар ғизалиналайду. Әнди меңиңлар, мошу вақитта уни тапалайсиләр. | |
I Sa | UyCyr | 9:13 | — Һә-ә, шундақ. У һелила алдиңларда кәтти, — дәп җавап бәрди қизлар, — тезирәк меңиңлар. У шәһәргә бүгүнла кәлди. Хәлиқ сәҗдигаһта қурванлиқ қилмақчи. Һазирла шәһәргә кириңлар, у сәҗдигаһқа ғизаланғили чиқиштин бурун уни тапалайсиләр. Җамаәт у кәлмигичә ғизаға еғиз тәккүзмәйду, у дуа қилип бәргәндин кейинла, чақирилғанлар ғизалиналайду. Әнди меңиңлар, мошу вақитта уни тапалайсиләр. | |
I Sa | UyCyr | 9:14 | Саул хизмәткари билән бу шәһәргә чиқип, шәһәрниң ичигә киргәндә, Самуилниң сәҗдигаһқа бериш үчүн дәл улар тәрәпкә қарап келиватқанлиғини көрди. | |
I Sa | UyCyr | 9:16 | «Әтә мошу вақитта Мән сениң йениңға Бинямин зиминидин бир адәм әвәтимән. Сән униң бешиға яғ қуюп, уни хәлқим исраилларға баш қилип тайинла. У хәлқимни филистийәликләрниң қолидин қутулдуриду. Хәлқимниң һалиға нәзәр салдим, уларниң дат-пәрияди Маңа йәтти». | |
I Sa | UyCyr | 9:17 | Самуил Саулни көргәндә Пәрвәрдигар униңға: — Мән саңа ейтқан адәм дәл мошу, у Мениң хәлқим үстидин һөкүм сүриду, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 9:18 | Шу чағда Саул шәһәр дәрвазисида Самуилниң алдиға берип, униңдин: — Тәхсир, ғайипни билгүчиниң өйи қәйәрдикин? — дәп сориди. | |
I Sa | UyCyr | 9:19 | Самуил: — Ғайипни билгүчи мән болимән. Җүрүңлар, мениң алдимда меңип сәҗдигаһқа чиқиңлар. Бүгүн силәр мән билән биллә ғизалинисиләр. Саул, әтә әтигәндә мән саңа көңлүңдикини ейтип берип, сени йолға селип қойимән. | |
I Sa | UyCyr | 9:20 | Үч күн бурун жүтүп кәткән ешәклириңдин ғәм қилма, улар тепилди. Лекин исраил хәлқиниң хаһиши кимдә? Сәндә вә ата җамаитиңдә әмәсму? — деди. | |
I Sa | UyCyr | 9:21 | — Мән Биняминдин, йәни исраилниң әң кичик қәбилисидин болимән, бу қәбилә ичидә җамаитимиз әң әрзимәс бир җамаәттур, сиз маңа немишкә бундақ дәйсиз? — дәп җавап бәрди Саул. | |
I Sa | UyCyr | 9:22 | Самуил Саул билән хизмәткарини шу йәрдики оттуз меһман олтарған чоң өйгә башлап кирип, төргә олтарғузди. | |
I Sa | UyCyr | 9:24 | Ашпәз оң сан гөшни әкелип, Саулниң алдиға қойди. — Мана, бу саңа атап елип қоюлған гөш, мәрһәмәт, алдиңға тартип йегин! Мән меһманларни чақирғинимдин тартип, мошу вақитқичә бу саңа сақланди, — деди Самуил. Шу күни Саул Самуил билән биллә ғизаланди. | |
I Sa | UyCyr | 9:25 | У иккиси сәҗдигаһтин шәһәргә қайтип кәлгәндин кейин, өгүздә параңлашти, Саул өгүздә йетип қалди. | |
I Sa | UyCyr | 9:26 | Таң атқан чағда Самуил өгүздә ятқан Саулни чақирип: — Орнуңдин тур, мән сени йолға селип қойимән! — деди. Саул орнидин туруп, Самуил билән чиқип кәтти. | |
Chapter 10
I Sa | UyCyr | 10:1 | Шуниңдин кейин Самуил бир қута зәйтун йеғини Саулниң бешиға қуюп, уни сөйүп: — Мана бу Пәрвәрдигарниң сени Өз хәлқи исраилға баш болушқа тайинлиғини. | |
I Sa | UyCyr | 10:2 | Бүгүн сән мәндин айрилғандин кейин, Бинямин зимининиң бир четидики Зәлзах дегән йәргә йетип барғиниңда, Раһиләниң қәбриниң йенида икки адәмни учритисән, улар саңа: «Сиз издәп чиққан ешәкләр тепилди, атиңиз әнди ешәкләрдин әмәс, сиздин әнсирәп, ‹оғлумни қандақ тапармән?› дәп олтириду», дәйду. | |
I Sa | UyCyr | 10:3 | Сән у йәрдин өтүп йәнә алдиға меңип Табордики дуб дәриғиниң йениға йетип кәлгәндә, Бәйтәлгә Худаға ибадәт қилғили маңған үч адәмни учритисән. Уларниң бири үч оғлақ, бири үч нан вә йәнә бири бир тулум шарап алған болуп, | |
I Sa | UyCyr | 10:5 | Униңдин кейин, сән филистийәликләрниң қаравул отряди җайлашқан «Худаниң теғи» дәп аталған Гибъаһқа барисән. Шәһәргә киргиниңдә, тағдики сәҗдигаһтин чүшүп кәлгән пәйғәмбәрләргә йолуқисән. Улар чилтар, дап, сүнәй вә лираларни челишип, һаяҗанда җар селип, Худани мәдһийилишиду. | |
I Sa | UyCyr | 10:6 | Шу чағда Пәрвәрдигарниң Роһи саңа күч-қудрәттә чүшиду. Сән уларға қошулуп, һаяҗанда җар селип, мәдһийиләп, башқа бир адәмдәк болуп қалисән. | |
I Sa | UyCyr | 10:8 | Сән Гилгалға мәндин бурун йетип барисән. Мән шу йәрдә көйдүрмә вә аманлиқ қурванлиғи қилиш үчүн қешиңға баримән. Сән у йәрдә мән кәлгичә йәттә күн сақлап турғин, мән йетип барғандин кейин, немә қилишиңни дәп беримән. | |
I Sa | UyCyr | 10:9 | Саул Самуилдин айрилип кәйнигә бурулуп меңишиғила, Худа униңға йеңи бир қәлб ата қилди. Алдин дейилгән әшу аламәтләрниң һәммиси шу күни әмәлгә ашурулди. | |
I Sa | UyCyr | 10:10 | Саул хизмәткари билән Гибъаһқа кәлгәндә, бир топ пәйғәмбәрләргә йолуқти. Шу чағда Худаниң Роһи униңға күч-қудрәттә чүшти. Шуниң билән у һелиқи бир топ пәйғәмбәрләргә қошулуп, һаяҗанда җар селип, Худани мәдһийиләп кәтти. | |
I Sa | UyCyr | 10:11 | Илгири Саулни тонуйдиғанлар буни көрүп һәйран қелип, бир-биригә: — Кишниң оғлиға немә болғанду? Саулму пәйғәмбәрләрдинмиду? — дейишип кәтти. | |
I Sa | UyCyr | 10:12 | Лекин шу йәрлик бир киши Саулни яқлап: — Әмсә башқиларчу? Уларниң атиси пәйғәмбәрмиди? — деди. «Саулму пәйғәмбәрләрдинмиду?» дегән мақал әйнә шуниңдин қалған. | |
I Sa | UyCyr | 10:14 | Саулниң тағиси уни вә униң хизмәткарини көрүп: — Силәр зади нәгә бардиңлар? — дәп сориди. — Ешәкләрни издигили чиққан! — деди Саул, — ешәкләрни тапалмиғандин кейин, Самуилниң йениға бардуқ. | |
I Sa | UyCyr | 10:16 | — У бизгә ешәкләрниң тепилғанлиғини дәп бәрди, — деди Саул, лекин өзиниң падиша болуп тайинлинидиғанлиғи тоғрисида Самуилниң ейтқанлирини тағисиға демиди. | |
I Sa | UyCyr | 10:18 | вә уларға мундақ деди: — Пәрвәрдигар, йәни исраилларни таллиған Худа шундақ дәйдуки: «Мән силәрни Мисирдин елип чиқтим, силәрни мисирлиқларниң вә силәргә зулум қилған барлиқ милләтләрниң қолидин қутулдуруп чиқтим. | |
I Sa | UyCyr | 10:19 | Лекин әнди силәр Мени — өзәңларни пүтүн балаю-апәт вә мәшәқәтләрдин қутқузған Худайиңларни рәт қилип, өзәңларға бир падиша тайинлап беришни тәләп қилдиңлар. Әнди силәр қәбилә вә җамаәт тәртиви бойичә, Мән Пәрвәрдигарниң алдида тизилип туруңлар». | |
I Sa | UyCyr | 10:20 | Шуниңдин кейин Самуил һәрбир қәбилини Пәрвәрдигарниң алдида тизди. Уларниң ичидин Бинямин қәбилиси талланди. | |
I Sa | UyCyr | 10:21 | Андин Самуил Бинямин қәбилисидики һәрбир җамаәтни алдиға чиқарди, улардин Матри җамаити талланди. Ахирида Матри җамаитидикиләрдин Кишниң оғли Саул талланди. Лекин улар Саулни издигәндә уни тапалмиди. | |
I Sa | UyCyr | 10:22 | Шуңа улар йәнә Пәрвәрдигардин: — У адәм бу йәрдиму? — дәп сориди. — У ярақ-җабдуқларниң кәйнигә йошурунувалди, — деди Пәрвәрдигар. | |
I Sa | UyCyr | 10:23 | Бири жүгрәп берип Саулни у йәрдин елип кәлди. У халайиқниң арисида турғанда, һечкимниң бойи униң йәлкисидин ашматти. | |
I Sa | UyCyr | 10:24 | Самуил хәлиққә: — Пәрвәрдигар таллиған адәмни әнди көрдүңларму? Хәлқимиз ичидә униңға йетидиған бирму адәм йоқ, — деди. Буниң билән хәлиқниң һәммиси: — Яшисун падиша! — дәп чуқан көтиришти. | |
I Sa | UyCyr | 10:25 | Самуил хәлиққә падишаниң җавапкәрчилиги вә һоқуқини ейтип бәрди һәм уларни язма шәкилдә йезип, муқәддәс җайға қойди. Андин кейин хәлиқни өйлиригә қайтурувәтти. | |
I Sa | UyCyr | 10:26 | Саулму Гибъаһқа, өз өйигә қайтти. Қәлби Худа тәрипидин тәсирләндүрүлгән бир топ батурлар униңға һәмра болди. | |
Chapter 11
I Sa | UyCyr | 11:1 | Аммонларниң падишаси Нахаш Гилъадтики Ябеш шәһиригә келип, у йәрни қоршавға алди. Пүтүн Ябеш аһалиси падиша Нахашқа: — Әгәр биз билән келишим түзсилә, силигә бойсунайли, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 11:2 | Падиша Нахаш уларға җававән: — Ундақта һәрбириңларниң оң көзини оювелип, пүткүл исраилларни хорлуқта қалдуруш шәрти астида, силәр билән келишим түзәй, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 11:3 | Ябешниң ақсақаллири униңға: — Бизгә йәттә күнлүк муддәт бәргәйла, биз пүткүл Исраил зиминиға әлчиләр әвәтәйли, шу җәриянда бизни қутқузидиған адәм чиқмиса, силигә тәслим болайли, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 11:4 | Әлчиләр Саулниң жути Гибъаһ шәһиригә йетип кәлгәндә, хәлиққә бу хәвәрни йәткүзгән еди, пүтүн хәлиқ дат-пәрият көтирип жиғлашти. | |
I Sa | UyCyr | 11:5 | Шу чағда Саул етизлиғидин чиқип, өкүзлирини һайдап келивататти. У: «Хәлиқ немә үчүн жиғлишиду?» дәп әтрапидикиләрдин сориған еди, улар униңға Ябештин кәлгән кишиләрниң хәвирини ейтти. | |
I Sa | UyCyr | 11:6 | Саул бу хәвәрни аңлиғанда, Худаниң Роһи униңға күч-қудрәттә чүшүп, ғәзиви қаттиқ өрлиди. | |
I Sa | UyCyr | 11:7 | У икки өкүзни союп, парчилап, уларниң гөшлирини хәвәрчиләрдин пүткүл Исраил зиминиға әвәтип: — Әнди кимки Саул билән Самуилға әгишип урушқа атланмиса, униң буқилириму мошундақ парчилиниду, — дәп елан қилғузди. Пәрвәрдигар хәлиққә Саулниң ғәзиви арқилиқ шундақ қорқунуч салдики, улар бирдәк иттипақлишип чиқип кәлди. | |
I Sa | UyCyr | 11:8 | Саул уларни Бәзәқ дегән йәргә жиғди, у йәрдә Йәһуда қәбилисидин 30 миң киши, исраилниң башқа қәбилилиридин 300 миң киши бар еди. | |
I Sa | UyCyr | 11:9 | Саул Гилъадтики Ябештин кәлгән әлчиләргә: — Силәр Ябешқа қайтип берип ябешлиқларға ейтиңлар, әтә чүштә улар қутқузулиду, — деди. Ябешлиқлар бу хәвәрни аңлап, интайин хошал болуп кетишти. | |
I Sa | UyCyr | 11:10 | Улар аммонларға: — Әтә биз силәргә тәслим болимиз, бизгә қандақ қилғуңлар кәлсә шундақ қилиңлар, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 11:11 | Иккинчи күни Саул адәмлирини үч қисимға бөлүп, таң етиши билән аммонларниң баргаһиға һуҗум қилип кирип, чүшкичә уларни қирғин қилди. Һаят қалғанлар шундақ паракәндә болуп, һәр тәрәпкә қачтики, һәтта икки адәмниң бир йәрдә турғанлиғини көргили болмиди. | |
I Sa | UyCyr | 11:12 | Хәлиқ Самуилға: — Саул қандақму бизгә падиша болалисун дегәнләр кимләр? Улар оттуриға чиқирилсун, биз уларни өлтүримиз, — дейишти. | |
I Sa | UyCyr | 11:13 | — Бүгүн һечкимни өлтүрүшкә болмайду. Чүнки бүгүн Пәрвәрдигар Исраилға ғалибә бәргән күн, — деди Саул. | |
I Sa | UyCyr | 11:14 | Самуил халайиққа: — Гилгалға берип, шу йәрдә Саулниң падишалиғини яңливаштин җакалайли, — деди. | |
Chapter 12
I Sa | UyCyr | 12:1 | — Қараңлар! Мәндин сориғиниңларниң һәммисини бәҗа кәлтүрдүм, силәргә бир падиша тайинлап бәрдим, — деди Самуил пүтүн исраилларға, | |
I Sa | UyCyr | 12:2 | — мана әнди бу падиша силәргә рәһбәрлик қилиду. Мән қеридим, чачлирим ақарди, оғуллиримму силәрниң араңларда турупту. Мән яш вақтимдин тартип һазирғичә силәргә рәһбәрлик қилип кәлдим. | |
I Sa | UyCyr | 12:3 | Қараңлар, мана мән бу йәрдә туруптимән. Силәр бу йәрдә Пәрвәрдигарниң вә У таллиған падишаниң алдида маңа әризәңлар болса ейтиңлар. Мән кимниң калисини тартивалдим, кимниң ешигини булавалдим, кимниң һәққини йедим, кимгә зулум салдим, кимниң қолидин пара алғанлиғим сәвәплик көзүмни жумувалдим? Әгәр шундақ ишлар болған болса, мән чоқум төләймән! | |
I Sa | UyCyr | 12:4 | — Сили бизниң һәққимизни йемигән, һечкимгә зулум салмиған вә һеч кишиниң қолидин бирәр нәрсә алмиған, — дейишти халайиқ. | |
I Sa | UyCyr | 12:5 | Самуил уларға: — Силәрниң мәндә һеч һәққиңлар қалмиғанлиғиға Пәрвәрдигар вә У таллиған падиша бүгүн гува болсун, — дегән еди, улар униңға: «Гува болсун!» дейишти. | |
I Sa | UyCyr | 12:6 | Самуил халайиққа: — Муса билән Һарунни таллиғучи һәм ата-боваңларни Мисирдин елип чиққучи дәл Пәрвәрдигар Өзидур. | |
I Sa | UyCyr | 12:7 | Әнди силәр өз җайиңларда қарап туруңлар, мән Пәрвәрдигарниң алдида Униң силәргә, шундақла ата-боваңларға қилған адил әмәллирини алдиңларға қойимән. | |
I Sa | UyCyr | 12:8 | Яқуп Мисирға кәлгәндин кейин, ата-боваңлар Пәрвәрдигарға йелинғанда, Пәрвәрдигар Муса билән Һарунни ата-боваңларни Мисирдин елип чиқишқа әвәткән. Улар ата-боваңларни Мисирдин елип чиқип, мошу йәргә олтирақлаштурди. | |
I Sa | UyCyr | 12:9 | Амма ата-боваңлар өзлирини таллиған Пәрвәрдигар Худани унтуғачқа, Худа уларниң Хазор шәһиридики қошунниң беши Сисираниң қолиға, филистийәликләрниң қолиға вә Моаб падишасиниң қолиға чүшүшигә йол қойған. | |
I Sa | UyCyr | 12:10 | Ата-боваңлар уларниң қолиға чүшкәндә, Пәрвәрдигарға налә-пәрият қилип: «Әй Пәрвәрдигар, биз Сени ташлап, Баал вә Ашторәтләргә ибадәт қилип, гуна қилдуқ, әнди бизни дүшмәнлиримизниң қолидин қутқузғайсән. Биз Саңа ибадәт қилайли», дегән. | |
I Sa | UyCyr | 12:11 | Шуңа Пәрвәрдигар Гидъон, Бидан, Йефтах вә мән Самуилни силәрни әтрапиңлардики дүшмәнләрдин қутқузушқа әвәткән еди, шу сәвәптин силәр теч-аман қалдиңлар. | |
I Sa | UyCyr | 12:12 | Гәрчә Худайиңлар болған Пәрвәрдигар силәрниң өз Падишайиңлар болсиму, аммонларниң падишаси Нахашниң силәргә қарши қопқинини көргиниңларда, силәр йәнила қорқуп маңа: «Бизгә бизни башқуридиған бир падиша тайинлап бәр», дедиңлар. | |
I Sa | UyCyr | 12:13 | Мана, бу силәр хаһишиңлар бойичә тәләп қилған падишадур! Қараңлар, Пәрвәрдигар үстүңлардин һөкүмранлиқ қилишқа бир падиша қойди. | |
I Sa | UyCyr | 12:14 | Силәр Пәрвәрдигардин әйминип, Униңға ибадәт қилип, Униң сөзигә қулақ салсаңлар, Униң әмирлиригә қарши чиқмай, үстүңлардин һөкүмранлиқ қилғучи падиша билән бирликтә Пәрвәрдигар Худайиңларға әгәшсәңлар, һәммә ишиңлар яхши болиду. | |
I Sa | UyCyr | 12:15 | Лекин Пәрвәрдигарниң сөзлиригә қулақ салмай, Униң әмирлиригә қарши чиқсаңлар, Пәрвәрдигарниң қудрәтлик қоли ата-боваңларни җазалиғандәк силәрниму җазалайду. | |
I Sa | UyCyr | 12:16 | Әнди өз җайиңларда давамлиқ туруп, Пәрвәрдигарниң көз алдиңларда қилидиған бу әҗайип ишиға қараңлар. | |
I Sa | UyCyr | 12:17 | Һазир буғдай оруйдиған қурғақ вақит әмәсму? Мән Пәрвәрдигардин тиләй, У гүлдүрмомилиқ ямғур яғдуриду, шу чағда силәр падиша тәләп қилғанлиғиңлар билән Пәрвәрдигарниң алдида қанчилик чоң яманлиқ қилғиниңларни көрисиләр вә билисиләр, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 12:18 | Андин Самуил Пәрвәрдигарға дуа қилип тиливеди, Пәрвәрдигар шу күни гүлдүрмомилиқ ямғур яғдурди, халайиқ буниң билән Пәрвәрдигардин һәм Самуилдин қаттиқ қорқуп кетишти. | |
I Sa | UyCyr | 12:19 | Халайиқ Самуилға: — Пәрвәрдигар Худайиңизға бизни өлүп кәтмисун, дәп дуа қилсиңиз, чүнки биз падиша тайинлап беришни тәләп қилиш билән барлиқ гуналиримиз үстигә гуна өткүзүптимиз, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 12:20 | Самуил хәлиққә: — Қорқмаңлар! Гәрчә бу яманлиқни қилған болсаңларму, әнди Пәрвәрдигарға әгишиштин ваз кәчмәй, пүтүн қәлбиңлар билән Пәрвәрдигарға ибадәт қилиңлар. | |
I Sa | UyCyr | 12:21 | Езип кетип, бутларға чоқунуп қалмаңлар. Чүнки улар пайдисиз, силәрниму қутқузалмайду, улар керәксиз, қуруқ нәрсиләрдур. | |
I Sa | UyCyr | 12:22 | Пәрвәрдигар Өзиниң улуқ наминиң һөрмити үчүн Өз хәлқини ташлимайду. Һәқиқәтәнму Пәрвәрдигар силәрни Өз хәлқи қилишқа ирадә қилғандур. | |
I Sa | UyCyr | 12:23 | Маңа кәлсәк, мән һәргиз силәргә болған дуайимни тохтитип, Пәрвәрдигарға қарши гуна қилмаймән. Мән силәргә яхши вә тоғра йолни көрситәй, | |
I Sa | UyCyr | 12:24 | силәр пәқәтла Пәрвәрдигардин қорқуп, Униңға садақәтлик билән ибадәт қилиңлар. Униң силәргә қилған ишлириниң нәқәдәр улуқ екәнлигини ойлаңлар. | |
Chapter 13
I Sa | UyCyr | 13:2 | Саул өзигә Исраилниң ләшкәрлиридин үч миңни таллавалди, улардин икки миңи өзи билән биргә Микмас вә Бәйтәл идирлиқлирида турди; бир миңи оғли Йонатан билән биргә Бинямин қәбилисигә тәвә Гибъаһ дегән йәрдә турди. Қалғанлирини у өз өйлиригә қайтурди. | |
I Sa | UyCyr | 13:3 | Йонатан Гәбадики филистийәликләрниң қаравул отрядиға һуҗум қилип, уларни йәңди. Бу хәвәр филистийәликләр арисида тез тарқалди. У чағда Саул пүтүн жутта бурға чалдуруп, ибранийларни урушқа чақирди. | |
I Sa | UyCyr | 13:4 | Барлиқ исраиллар: «Саул филистийәликләрниң қаравул отрядиға һуҗум қилип йеңипту» дегән хәвәрни аңлап һәм филистийәликләрниң исраилларға өчлүгини билип, чақириқ бойичә Гилгалға келип, Саулға әгәшти. | |
I Sa | UyCyr | 13:5 | Филистийәликләр исраиллар билән җәң қилишқа жиғилди, улар үч миң җәң һарвуси, алтә миң атлиқ ләшкәр вә деңиз бойидики қумдәк көп пиядә ләшкәрләрни жиғип келип, Бәйтъавәнниң күн чиқиш тәрипидики Микмаста чедир тикти. | |
I Sa | UyCyr | 13:6 | Амма исраиллар болса өзлириниң ховуп астида қалғанлиғини, әһвалиниң начарлиғини көрүп, ғарларға, өңкүрләргә, қия ташлар арисиға, қәбирләргә вә азгалларға йошурунувалди. | |
I Sa | UyCyr | 13:7 | Бир қисимлири болса Иордан дәриясидин өтүп, Гад вә Гилъад зиминиға өтүп кәтти. Саул техичә Гилгалда еди. Униңға әгәшкәнләрниң һәммисини вәһимә басти. | |
I Sa | UyCyr | 13:8 | Саул Самуил өзигә ейтқандәк йәттә күн күтти, амма Самуил техичә Гилгалға йетип кәлмигән еди. Шуңа кишиләр Саулдин айрилип тарқилип кетишкә башлиди. | |
I Sa | UyCyr | 13:9 | Саул: — Көйдүрмә вә аманлиқ қурванлиғини бу йәргә елип келиңлар, — деди. Андин өзи көйдүрмә қурванлиқ қилди. | |
I Sa | UyCyr | 13:10 | Лекин көйдүрмә қурванлиқни әндила қилип болғанда, Самуил йетип кәлди. Саул униң алдиға қарши елишқа чиққан еди, | |
I Sa | UyCyr | 13:11 | Самуил: — Сән немә иш қилдиң? — деди. — Қарисам хәлиқ мәндин айрилип тарқилип кетиватиду, сизму дегән вақитта йетип кәлмидиңиз, йәнә келип филистийәликләр Микмасқа топлиништи. | |
I Sa | UyCyr | 13:12 | Шуңа мән ичимдә: «Әнди филистийәликләр Гилгалға келип, маңа һуҗум қилидиған болди, мән техи Пәрвәрдигардин ярдәм тилимигән турсам» дәп ойлап, көйдүрмә қурванлиқни қилишқа мәҗбур болдум, — деди Саул. | |
I Sa | UyCyr | 13:13 | — Сән ахмақлиқ қилип, Пәрвәрдигар Худайиңниң саңа буйруған әмригә риайә қилмидиң! Болмиса, Пәрвәрдигар Исраил үстидики падишалиқ орнуңни әбәдил-әбәт мустәһкәм турғузатти. | |
I Sa | UyCyr | 13:14 | Әнди сениң падишалиқ орнуң узаққа бармайду. Пәрвәрдигар Өз көңлигә мувапиқ бир адәмни тапти. Уни Өз хәлқиниң беши қилди. Чүнки сән Пәрвәрдигар саңа буйруған әмиргә риайә қилмидиң, — деди Самуил Саулға. | |
I Sa | UyCyr | 13:15 | Андин Самуил Гилгалдин айрилип, өз йолиға кәтти. Қалғанлири Саулға әгишип, униң ләшкәрлири билән җәм болди. Улар Гилгалдин Бинямин қәбилисигә тәвә Гибъаһқа кәлди. Саул өз адәмлирини саниведи, алтә йүзчә чиқти. | |
I Sa | UyCyr | 13:16 | Саул, оғли Йонатан вә уларға әгәшкүчиләр Бинямин зиминидики Гибъаһта тохтап қалди. Филистийәликләр болса Микмаста баргаһ қурған еди. | |
I Sa | UyCyr | 13:17 | Бу чағда филистийәликләрниң үч сәпкә бөлүнгән зәрбидар қисимлири баргаһидин чиқти. Бир қисми шималға қарап, Шуал зиминидики Офраһқа йол алди, | |
I Sa | UyCyr | 13:18 | бир қисми ғәрипкә қарап, Бәйт-Хоронға баридиған йолға чүшти, йәнә бир қисми чөлниң четидики Зибоим җилғисиға қарайдиған таққа қарап маңди. | |
I Sa | UyCyr | 13:19 | У чағларда пүтүн Исраилда бирму төмүрчи йоқ еди. Чүнки филистийәликләр ибранийлар өзлиригә қилич, нәйзә соқтурувалмисун дәп, уларниң төмүрчилик қилишиға йол қоймиған еди, | |
I Sa | UyCyr | 13:20 | шу сәвәптин исраилларниң һәммиси кәтмән, палта, оғақ вә сапан чишлирини биләш үчүн филистийәликләрниң қешиға баратти. | |
I Sa | UyCyr | 13:21 | Сапан чишлири яки кәтмән биләшниң һәққи сәккиз грамм күмүч, үч чишлиқ ара, палта яки кала ноқуйдиған зихни биләшниң һәққи төрт грамм күмүч еди. | |
I Sa | UyCyr | 13:22 | Шуңа уруш болидиған вақитларға кәлгәндә, ялғуз Саул билән униң оғли Йонатандила нәйзә-қилич болғандин башқа, униңға әгәшкәнләрниң һеч қайсисида йә қилич, йә нәйзә йоқ еди. | |
Chapter 14
I Sa | UyCyr | 14:1 | Бир күни Саулниң оғли Йонатан өзиниң қурал-ярақлирини көтәргән жигиткә: — Җүр, қарши тәрәптики филистийәликләрниң қаравул отряди җайлашқан йәргә өтәйли, — деди, лекин буни атисиға ейтмиди. | |
I Sa | UyCyr | 14:2 | Бу чағда Саул вә униңға әгәшкән алтә йүзчә адәм Гибъаһниң әң четидики Мигрон дегән җайда бир анар дәриғиниң йенида баргаһта еди. | |
I Sa | UyCyr | 14:3 | Роһаний Ахия уларниң ичидә болуп, роһанийлиқ қилип ефодни көтирәтти. У Икабодниң қериндиши Ахитубниң оғли еди. Ахитуб Пинихасниң оғли, Шилода Пәрвәрдигарға роһанийлиқ қилған Әлиниң нәвриси еди. Йонатанниң кәткинини хәлиқ билмәй қалди. | |
I Sa | UyCyr | 14:4 | Филистийәликләрниң қаравул отряди җайлашқан йәргә бериш үчүн Йонатан Бозез вә Сәнәһ дәп атилидиған икки тик қияниң оттурисидики давандин өтүши керәк еди. | |
I Sa | UyCyr | 14:6 | — Җүр, бу хәтнисизләрниң қаравул отряди җайлашқан йәргә барайли, — деди Йонатан қурал-ярақ көтәргүчисигә, — Пәрвәрдигар биз үчүн бирәр иш қилса һәҗәп әмәс. Чүнки Пәрвәрдигарниң бир кишигә ғалибә ата қилиши, у кишиниң адиминиң аз яки көп болушиға бағлиқ әмәс. | |
I Sa | UyCyr | 14:7 | — Көңлүңиздә немә болса, шундақ қилиң! Немә иш қилсиңиз, мән сиз билән биллә болимән, — деди қурал-ярақ көтәргүчиси. | |
I Sa | UyCyr | 14:9 | Әгәр улар бизгә: «Биз силәрниң йениңларға барғичә әшу йәрдә туруп туруңлар» десә, уларниң йениға бармай, өз җайимизда туруп турайли, | |
I Sa | UyCyr | 14:10 | әгәр: «Бизниң йенимизға келиңлар» десә, барайли. Шундақ қилсақ, бу Пәрвәрдигар уларни бизниң қолумизға тапшурғанлиғиниң бир бәлгүси болғай, — деди Йонатан. | |
I Sa | UyCyr | 14:11 | Иккиси өзлирини филистийәликләрниң қаравуллириға көрсәткән еди, қаравуллар: — Мана, ибранийлар өзлирини йошурған өңкүрләрдин чиқти, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 14:12 | Андин улар Йонатан билән униң қурал-ярақ көтәргүчисигә: — Бу яққа келиңлар, әдивиңларни берәйли, — деди. — Маңа әгишип маң, — деди Йонатан қурал-ярақ көтәргүчисигә, — Пәрвәрдигар уларни исраилларниң қолиға бәрди. | |
I Sa | UyCyr | 14:13 | Йонатан филистийәликләр тәрәпкә өмүләп, ямишип чиқишқа башлиди, қурал-ярақ көтәргүчисиму арқисидин әгәшти. Йонатан филистийәликләргә етилип, уларни йәргә жиқитти, ярақ көтәргүчисиму униңға әгишип уларни өлтүрүшкә киришти. | |
I Sa | UyCyr | 14:14 | Бу дәсләпки һуҗумда Йонатан билән униң қурал-ярақ көтәргүчиси тәхминән үч мо келидиған йәрдә жигирмә адәмни өлтүрди. | |
I Sa | UyCyr | 14:15 | Туюқсиз баргаһ вә даладики филистийәликләр топи алақзадә болуп кетишти, қаравуллар вә зәрбидарларму қорқуп, титирәп кетишти, йәрму тәврәп кәтти. Бу Худадин кәлгән қорқунуч еди. | |
I Sa | UyCyr | 14:16 | Саулниң Бинямин қәбилисигә тәвә Гибъаһ дегән йәрдики қаравуллири филистийәликләр қошуниниң паракәндә болуп, у яқ-бу яққа питирап кәткәнлигини көрүп қалди. | |
I Sa | UyCyr | 14:17 | Саул уларға: — Қарап беқиңлар, аримизда кимләр йоқ екән? — деди. Улар тәкшүрүп беқиведи, Йонатан билән униң қурал-ярақ көтәргүчиси йоқ болуп чиқти. | |
I Sa | UyCyr | 14:18 | Андин Саул Ахияға буйруп: — Ефодни елип кәл, — деди. У вақитта Ахия исраилларниң алдида ефодни көтирип маңатти. | |
I Sa | UyCyr | 14:19 | Саул роһанийға сөзләватқанда, филистийәликләрниң баргаһидики вараң-чуруң барғансири күчийип кәтти. У роһанийға: — Болди қил, керәк әмәс, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 14:20 | Саул дәрһал өзигә әгәшкән пүтүн хәлиқни жиғип, җәңгаһқа берип, филистийәликләрниң нәйзә-қилич билән өз ара бир-бирини қирғин қилишиватқанлиғини, уларниң әҗайип паракәндә болуп кетишкәнлигини көрди. | |
I Sa | UyCyr | 14:21 | Бу чағда илгири филистийәликләргә қошулуп кәткән һәм улар билән баргаһқа келип қалған ибранийлар филистийәликләрни ташлап, Саул вә Йонатанға әгишип кәлгән исраилларға қошулувалди. | |
I Sa | UyCyr | 14:22 | Әфрайим тағлиқ райониға йошурунған исраилларму филистийәликләрниң қачқанлиғини аңлап, җәңгә чиқип уларни қоғлиди. | |
I Sa | UyCyr | 14:23 | Шу күни Пәрвәрдигар исраилларға чоң ғалибә бәрди. Бу җәң Бәйтъавәнниң жирақ йәрлиригичә йейилди. | |
I Sa | UyCyr | 14:24 | У күни исраиллар наһайити һерип һалидин кәтти. Чүнки Саул уларни қәсәм билән бағлап: «Мән дүшмәнлиримдин интиқам елип болмиғичә, кәч кириштин бурун таам йегән киши қарғишқа кәтсун», дәп ейтқан еди. Шуниң билән һечким һечнемә йемиди. | |
I Sa | UyCyr | 14:25 | Улар орманлиққа йетип барғанда, йәрдә һәрә угилиридин еқип чүшүватқан һәсәлләрни көрди. Шундақтиму һечким униңдин азирақму елип ағзиға салмиди, чүнки улар қәсәмдин қорқушти. | |
I Sa | UyCyr | 14:26 | Улар орманлиққа йетип барғанда, йәрдә һәрә угилиридин еқип чүшүватқан һәсәлләрни көрди. Шундақтиму һечким униңдин азирақму елип ағзиға салмиди, чүнки улар қәсәмдин қорқушти. | |
I Sa | UyCyr | 14:27 | Лекин Йонатан атисиниң хәлиқни қәсәм билән бағлиғанлиғини аңлимиған еди, шуңа у қолидики тайиғини һәрә угисиға тиқип, һәсәл елип, ағзиға селиведи, көзи нурлинип кәтти. | |
I Sa | UyCyr | 14:28 | Амма көпчиликтин бири униңға: — Атиңиз хәлиқни қәсәм билән қаттиқ бағлап: «Бүгүн һәрқандақ нәрсә йегән адәм қарғишқа кәтсун», дәп ейтқан еди, шуниң үчүн һәммимиз бәк һерип һалимиздин кәттуқ, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 14:29 | — Атам һәммимизни еғир әһвалда қалдурупту, — деди Йонатан, — қараңлар, мән бу һәсәлдин азирақ тетип беқиведим, көзүм рошәнлишип кәтти. | |
I Sa | UyCyr | 14:30 | Әгәр бүгүн хәлиқ дүшмәнлиримиздин олҗа алған нәрсиләрдин халиғиничә йегән болса, техиму яхши болмасмиди? Бүгүн өлтүрүлгән филистийәликләр техиму көп болмасмиди? | |
I Sa | UyCyr | 14:31 | Шу күни улар филистийәликләрни мәғлуп қилип, Микмастин Айялонғичә қоғлиди. Амма һәммиси барғансири аҗизлап кәткән еди, | |
I Sa | UyCyr | 14:32 | шуңа улар олҗиларға өзини етип, қой, кала вә мозайларни удул кәлгән йәрдә союп, қенини еқитмай гөшини йеди. | |
I Sa | UyCyr | 14:33 | Бәзиләр Саулға: — Хәлиқ қени еқитилмиған гөшләрни йейиш билән Пәрвәрдигар алдида гуна қилди, — дәп ейтқан еди, Саул: — Бу Худаниң келишимигә хилаплиқ қилғанлиқтур! Әнди дәрһал бу йәргә чоң бир ташни домилитип келиңлар, | |
I Sa | UyCyr | 14:34 | хәлиқниң арисиға берип, уларға ейтиңлар: «Һәрбир киши өз мелини йенимға әкелип, бу йәрдә союп йесун, қени еқитилмиған гөшни йәп, Пәрвәрдигар алдида гуна қилмисун», — деди. Шуниң билән һәммиси у кечиси өз мелини йетиләп келип, шу йәрдә сойди. | |
I Sa | UyCyr | 14:35 | Саул Пәрвәрдигарға атап бир қурванлиқ суписи ясиди, бу униң Пәрвәрдигарға атап ясиған тунҗа қурванлиқ суписи еди. | |
I Sa | UyCyr | 14:36 | Андин Саул адәмлиригә: — Кечичә филистийәликләрниң арқисидин қоғлап, таң етиштин бурун уларниң мал-мүлүклирини тартивелип, һеч бирини тирик қоймайли! — деди. — Сизгә қандақ қилиш яхши болса, шундақ қилиң, — деди улар. Лекин роһаний сөз қистуруп: — Биз алди билән Худаниң ирадисини биләйли, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 14:37 | Саул Худадин: — Мән филистийәликләрниң арқисидин қоғлисам боламду? Уларни исраилларниң қолиға тапшурамсән? — дәп сориди. Лекин шу күни Худадин һеч җавап кәлмиди. | |
I Sa | UyCyr | 14:38 | Шуңа Саул: — Әй ләшкәр башлири, һәммиңлар бу йәргә келиңлар, бүгүн немә гуна қилинғанлиғини ениқлап чиқайли. | |
I Sa | UyCyr | 14:39 | Мән исраилларға ғалибә бәргүчи мәңгү һаят Пәрвәрдигар алдида қәсәм қилимәнки, бу гунани қилған киши, һәтта оғлум Йонатан болсиму өлүши керәк, — деди. Лекин хәлиқтин һечқандақ сада чиқмиди. | |
I Sa | UyCyr | 14:40 | Андин у пүткүл исраилларға: — Силәр бир тәрәптә туруңлар, оғлум Йонатан иккимиз йәнә бир тәрәптә турайли, — деди. — Сизгә қандақ қилиш яхши болса, шундақ қилиң, — деди хәлиқ. | |
I Sa | UyCyr | 14:41 | Саул Пәрвәрдигар — исраилларни таллиған Худаға: — Кимниң гунакар екәнлигини көрсәткәйсән, — деди. Кейин чәк ташлиниведи, чәк Саул билән Йонатанға чиқти, хәлиқ қутулди. | |
I Sa | UyCyr | 14:43 | Саул Йонатанға: — Сән немә қилғанлиғиңни маңа ейт, — деди. — Қолумдики таяқ билән кичиккинә һәсәл елип тетип баққиним раст. Мана, өлүшкә разимән, — деди Йонатан. | |
I Sa | UyCyr | 14:45 | Лекин хәлиқ униңға: — Исраилларни шунчивала чоң ғалибә-нусрәткә йәткүзгән Йонатан турса, әҗәва, у өлүши керәкму? Һәргиз ундақ қилишқа болмайду! Биз мәңгү һаят Пәрвәрдигар алдида қәсәм қилимизки, униң бир тал чечиғиму тегишкә болмайду, чүнки у Худаниң ярдими билән бүгүн шунчә чоң ишни қилди, — деди. Әйнә шу тәриқидә хәлиқ Йонатанни өлүмдин қутулдуруп қалди. | |
I Sa | UyCyr | 14:46 | Шуниңдин кейин Саул филистийәликләрни қоғлимай йенип кәтти, филистийәликләрму өз жутиға қайтип кәтти. | |
I Sa | UyCyr | 14:47 | Саул Исраил падишалиғини мустәһкәм қолға алғандин кейин, әтрапидики барлиқ дүшмәнлири билән җәң қилди. Моаблиқлар, аммонлар, идомлуқлар, Зобаһтики падишалар вә филистийәликләр билән җәң қилип, қайси тәрәпкә йүзләнмисун, у ғалибә қилди. | |
I Sa | UyCyr | 14:48 | Саул җәңдә батур еди, у амаләкләрни мәғлуп қилип, исраилларни булаң-талаң қилғанларниң қолидин қутқузди. | |
I Sa | UyCyr | 14:49 | Саулниң оғуллири Йонатан, Йишви вә Малкишувалар еди, қизлири болса чоңи Мераб, кичиги Микал еди. | |
I Sa | UyCyr | 14:50 | Саулниң аяли Ахиноам болуп, Ахимаазниң қизи еди. Саулниң қошуниниң беши Абнер болуп, у Саулниң тағиси Нерниң оғли еди. | |
Chapter 15
I Sa | UyCyr | 15:1 | Самуил Саулға мундақ деди: — Бешиңға яғ қуюп, сени Пәрвәрдигарниң Өз хәлқи болған исраилларға падишалиққа тайинлиғили Пәрвәрдигар тәрипидин әвәтилгән адәм мән болимән. | |
I Sa | UyCyr | 15:2 | Қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар мундақ дәйдуки: «Исраиллар Мисирдин чиққан чағда, амаләкләрниң уларға қарши чиққанлиқлири үчүн, Мән амаләкләрни җазалаймән. | |
I Sa | UyCyr | 15:3 | Әнди сән амаләкләргә һуҗум қилип, пүтүн хәлқини мал-мүлүклири билән — әр-аял, бала-җақа, қой-кала, төгә вә ешәкләргичә ич ағритип олтармай тәл-төкүз йоқитивәт». | |
I Sa | UyCyr | 15:4 | Шуниңдин кейин Саул ләшкәрләрни Тилайимға жиғип, санақтин өткүзди. Пиядә ләшкәрләр сани Йәһуда қәбилисидин он миң, Исраилниң башқа қәбилилиридин болса җәми икки йүз миң чиқти. | |
I Sa | UyCyr | 15:6 | Андин қенларға: «Исраиллар Мисирдин чиққанда, уларға меһриванлиқ көрсәткәнтиңлар, шуңа силәрни амаләкләр билән қошуп йоқитивәтмәслигим үчүн, әнди амаләкләрдин бөлүнүп чиқип кетиңлар!» дәп хәвәр бәрди. | |
I Sa | UyCyr | 15:7 | Саул амаләкләрни Хавила дегән йәрдин таки Мисирниң шәрқидики Шур дегән йәргичә қоғлап қирип, | |
I Sa | UyCyr | 15:8 | амаләкләрниң падишаси Агагни тирик тутуп, қалған пүтүн хәлқини қилич билән тәл-төкүз йоқатти. | |
I Sa | UyCyr | 15:9 | Амма Саул билән хәлиқ Агагқа, шундақла семиз кала, қой, мозай вә қозиларға ич ағритип, қиммити бар малларни өлтүрмәй, қиммити йоқ әрзимәслириниң бириниму қоймай йоқитивәтти. | |
I Sa | UyCyr | 15:11 | «Саул Мәндин йүз өрүп, буйруғумни иҗра қилмиди, уни падиша қилғинимға пушайман қилдим». Самуил қәвәтла аччиқлинип, пүтүн кечә Пәрвәрдигарға налә-пәрият қилип чиқти. | |
I Sa | UyCyr | 15:12 | Самуил әтиси сәһәр қопуп Саулниң қешиға барғанда, униңға: «Саул Кармәлгә берип, өз шәривигә бир хатирә мунара қурғузуп, андин Гилгалға кетипту», дегән хәвәр йетип кәлди. | |
I Sa | UyCyr | 15:13 | Самуил Саулниң йениға келиведи, Саул униңға: — Пәрвәрдигар сизгә бәхит ата қилғай! Мән Пәрвәрдигарниң буйруғини иҗра қилдим, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 15:14 | Самуил униңға: — Қулиғимға қойларниң мәрәшлири, калиларниң мөрәшлири аңлинидиғу, бу немә иш? — девиди, | |
I Sa | UyCyr | 15:15 | Саул униңға: — У адәмлиримниң амаләкләрдин алған олҗилири, Пәрвәрдигар Худайиңизға қурванлиқ қилиш үчүн улар семиз кала, қойларни аяп, сақлап қелишти. Қалғанлириниң һәммисини биз тәл-төкүз йоқитивәттуқ, — деди. Самуил Саулға қарап: | |
I Sa | UyCyr | 15:16 | — Тохтап тур! Мән саңа Пәрвәрдигарниң түнүгүн ахшам маңа дегән сөзлирини ейтип берәй, — деди. — Қени, мәрһәмәт, — деди Саул. | |
I Sa | UyCyr | 15:17 | — Гәрчә өзәңни муһим адәм әмәс, дәп һесаплап жүрсәңму, әмәлиятта исраил қәбилилириниң башлиғи әмәсмусән? — деди Самуил Саулға, — Пәрвәрдигар сениң бешиңға яғ қуйдуруп, сени исраилларниң падишаси қилди. | |
I Sa | UyCyr | 15:18 | Пәрвәрдигар саңа: «Берип, әшу гунакар амаләкләрни тамамән қиривәт, һәммисини йоқатқичә улар билән җәң қил», дәп әмир берип, сени йолға салған еди. | |
I Sa | UyCyr | 15:19 | Сән немә үчүн Пәрвәрдигарға бойсунмай, җәң олҗилирини елишқа алдирап, Пәрвәрдигар яман дәп қариған ишларни қилдиң? | |
I Sa | UyCyr | 15:20 | — Мән һәқиқәтән Пәрвәрдигарға бойсундум, — деди Саул Самуилға, — Пәрвәрдигарниң маңа көрсәткән йолида маңдим, амаләкләрниң падишаси Агагни тутуп, амаләкләрни тәл-төкүз йоқаттим. | |
I Sa | UyCyr | 15:21 | Адәмлирим болса: «Гилгалда Пәрвәрдигар Худайиңизға қурванлиқ қилайли», дәп тәл-төкүз қирип ташлинишқа тегишлик болған олҗиларниң ичидин әң яхши қой, калиларни таллап елишти, халас. | |
I Sa | UyCyr | 15:22 | — Пәрвәрдигар һәрқандақ көйдүрмә вә башқа қурванлиқлардин көрә, Өзигә бойсунушни яхши көрмәсму? — деди Самуил, — билгинки, бойсунуш қурванлиқ қилиштин яхшидур, Пәрвәрдигарниң буйруғиға бойсунуш қошқар мейини көйдүрүп һәдийә қилиштин әвзәлдур. | |
I Sa | UyCyr | 15:23 | Өз бешимчилиқ қилиш гунайи, җодугәрлик гунайиға охшашла ямандур. Җаһиллиқ гунайи болса, бутқа чоқунуш гунайиға охшашла еғирдур. Сән Пәрвәрдигарниң әмрини ташлавәткәнлигиң үчүн, Пәрвәрдигарму сени падишалиқтин елип ташлавәтти. | |
I Sa | UyCyr | 15:24 | — Мән гуна өткүздүм! — деди Саул Самуилға, — мән хәлиқтин қорқуп, уларниң гепигә кирип, Пәрвәрдигарниң буйруғиға вә сизниң гепиңизгә хилаплиқ қилиптимән. | |
I Sa | UyCyr | 15:25 | Әнди сиздин тиләйки, гунайимдин кечип, мән билән биллә қайтсиңиз, шуниң билән Пәрвәрдигарға ибадәт қилай. | |
I Sa | UyCyr | 15:26 | — Мән сән билән биллә қайтмаймән, — деди Самуил Саулға, — сән Пәрвәрдигарниң әмрини ташлавәткәнлигиң үчүн, Пәрвәрдигарму сени падишалиқтин елип ташлавәтти. | |
I Sa | UyCyr | 15:27 | Самуил арқиға бурулуп маңмақчи болуведи, Саул униң тониниң пешигә есилип, уни тартип житивәтти. | |
I Sa | UyCyr | 15:28 | — Пәрвәрдигар бүгүн Исраил падишалиғини сениң қолуңдин тартивелип, уни сәндин яхширақ бирсигә бәрди, — деди Самуил Саулға, | |
I Sa | UyCyr | 15:29 | — исраилларниң мәңгүлүк Худаси ялған сөзлимәйду, ирадисидин янмайду. У инсан әмәс, һәргиз ирадисини өзгәртмәйду. | |
I Sa | UyCyr | 15:30 | — Мән гунакармән, шундақ болған тәғдирдиму хәлқимниң ақсақаллири вә исраилларниң алдида йүзүмни қилип мән билән биллә қайтиң, шуниң билән мән Пәрвәрдигар Худайиңизға ибадәт қилай, — деди Саул. | |
I Sa | UyCyr | 15:32 | Самуил амаләкләрниң падишаси Агагни өзиниң алдиға елип келишни ейтти. Агаг өзичә: «Әнди өлүм ховупи өтүп кәтти», дәп ойлиди вә хатирҗәм һалда Самуилниң алдиға кәлди. | |
I Sa | UyCyr | 15:33 | — Сән қиличиң билән аниларни балилиридин айриғантиң, худди шуниңға охшаш сениң анаңму өз оғлидин айрилсун, — деди Самуил вә Гилгалда Пәрвәрдигар алдида Агагни қилич билән чепип ташлиди. | |
Chapter 16
I Sa | UyCyr | 16:1 | Пәрвәрдигар Самуилға мундақ деди: — Мән Саулниң исраилға падиша болушини рәт қилған турсам, сән қачанғичә қайғурисән? Сән мүңгүзгә зәйтун йеғи толтуруп бәйтләһәмлик Йишайниңкигә бар, Мән униң оғуллиридин бирини Өзәмгә падиша қилип таллидим. | |
I Sa | UyCyr | 16:2 | — Мән қандақ баримән? Саул аңлап қалса, мени өлтүрүветиду, — деди Самуил. — Сән бир чиши мозайни алғач бар вә: «Мән Пәрвәрдигарға атап қурванлиқ қилғили кәлдим», дегин. | |
I Sa | UyCyr | 16:3 | Йишайни қурванлиқ гөшини йейишкә тәклип қил, шу чағда Мән саңа немә қилишиңни дәп беримән. Сән Мән саңа Өзәм көрситидиған адәмниң бешиға яғ қуй, — деди Пәрвәрдигар. | |
I Sa | UyCyr | 16:4 | Самуил Пәрвәрдигарниң дегини бойичә қилди. У Бәйтләһәмгә йетип кәлгәндә, жут ақсақаллири қорқунуч билән уни қарши елип: — Аманлиқ болсун дәп кәлдилиму? — дәп сориди. | |
I Sa | UyCyr | 16:5 | У ақсақалларға: — Аманлиқ болсун дәп кәлдим, Пәрвәрдигарға қурванлиқ қилғили кәлдим. Өзәңларни паклап, мән билән биллә қурванлиқ гөши йейишкә келиңлар, — деди. Самуил Йишай билән униң оғуллирини паклиғандин кейин, уларни қурванлиқ гөши йейишкә тәклип қилди. | |
I Sa | UyCyr | 16:6 | Улар кәлгән чағда Самуилниң көзи Әлиабқа чүшүп, ичидә: «Пәрвәрдигарниң таллиғини мошу болса керәк», дәп ойлиди. | |
I Sa | UyCyr | 16:7 | Лекин Пәрвәрдигар Самуилға: «Униң ташқи көрүнүши билән егиз бәстигила қарима, Мән уни рәт қилдим. Пәрвәрдигар бәндиләргә охшаш ташқи көрүнүшкә қаримайду, қәлбкә қарайду», деди. | |
I Sa | UyCyr | 16:8 | Йишай өзиниң оғли Абинадабни Самуилниң алдидин өткүзгән еди. Самуил: — Пәрвәрдигар уни таллимиди, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 16:9 | Йишай Шаммаһни Самуилниң алдидин өткүзүведи, Самуил: — Пәрвәрдигар униму таллимиди, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 16:10 | Йишай у йәрдики йәттә оғлиниң һәммисини Самуилниң алдидин өткүзүведи, Самуил: — Пәрвәрдигар уларниң һечқайсисини таллимапту, — деди вә, | |
I Sa | UyCyr | 16:11 | — оғуллириңизниң һәммиси мошуму? — дәп сориди. — Кәнҗәмму бар, у һазир қой беқиватиду, — дәп җавап бәрди Йишай. — Чақирип келишкә адәм әвәтиң, — деди Самуил Йишайға, — у кәлмигичә дәстиханға олтармаймиз. | |
I Sa | UyCyr | 16:12 | Йишай адәм әвәтип Давутни чақирип кәлди. Давут көзлири йенип туридиған, икки мәңзи қизил, келишкән бир жигит еди. Пәрвәрдигар: «Дәл мошу, берип униң бешиға яғ қуй!» деди. | |
I Sa | UyCyr | 16:13 | Самуил мүңгүздики зәйтун йеғини елип, акилири алдида униң бешиға қуйди. Шу күндин тартип Пәрвәрдигарниң Роһи Давутқа күчлүк чүшүшкә башлиди. Шуниңдин кейин Самуил Рамаһқа қайтип кәтти. | |
I Sa | UyCyr | 16:14 | Пәрвәрдигарниң Роһи Саулдин айрилди. Пәрвәрдигар тәрәптин әвәтилгән бир яман роһ уни қаттиқ вәһимигә селишқа башлиди. | |
I Sa | UyCyr | 16:15 | Саулниң әмәлдарлири униңға: — Һазир Пәрвәрдигар тәрәптин әвәтилгән бир яман роһниң өзлирини қаттиқ қорқунучқа селиватқанлиғини көрүватимиз. | |
I Sa | UyCyr | 16:16 | Ғоҗам, бизгә лирани яхши чалидиған бир адәм тепип келишкә буйруқ қилғайла, Пәрвәрдигар тәрәптин яман роһ келип өзлирини тутуп қалғанда, у адәм лира чалса, өзлири яхши болуп қалидила, — дегән еди. | |
I Sa | UyCyr | 16:18 | — Мән бәйтләһәмлик Йишайниң бир оғлини көргән, у лира челишқа уста екән. У батур, җәңдә җасур, даналиқ билән сөзләйдиған, толиму келишкән жигит екән, Пәрвәрдигар униңға ярдур, — деди бир хизмәткар. | |
I Sa | UyCyr | 16:19 | Саул буни аңлап Йишайға чапармәнләрни әвәтип: «Қой бақидиған Давут дегән оғлуңни мениң йенимға әвәтивәт», деди. | |
I Sa | UyCyr | 16:20 | Йишай оғли Давут билән биргә бир оғлақни, нан артилған бир ешәкни вә бир тулум шарапни қошуп Саулға әвәтти. | |
I Sa | UyCyr | 16:21 | Давут Саулниң һозуриға келип, униң хизмитигә киришти. Давутқа Саулниң қаттиқ меһри чүшүп қалди. Шуниң билән уни өзиниң қурал-ярақ көтәргүчиси қиливалди. | |
I Sa | UyCyr | 16:22 | Андин Саул Йишайға: «Давут маңа ярап қалди. Йенимда қелип хизмитимни қилсун», дәп хәвәр әвәтти. | |
Chapter 17
I Sa | UyCyr | 17:1 | Филистийәликләр җәң қилиш үчүн қошунлирини жиғип, Йәһуда зиминиға тәвә Сокоһ дегән шәһәрдә җәм болди. Улар Сокоһ вә Азеқа шәһәрлириниң оттурисидики Әфәс-Даммим дегән йәрдә баргаһ қурди. | |
I Sa | UyCyr | 17:2 | Саул билән Исраил ләшкәрлириму бирлишип, Елаһ җилғисида баргаһ қуруп, қошунлирини тизип, филистийәликләр билән җәң қилишқа тәйярланди. | |
I Sa | UyCyr | 17:3 | Филистийәликләр бу тәрәптики тағда, исраиллар болса у тәрәптики тағда турушти, уларниң оттурисида бир җилға бар еди. | |
I Sa | UyCyr | 17:4 | Филистийәликләр тәрәптин Голят дегән бир қавул оттуриға чиқти. У Гат шәһиридин болуп, бойиниң егизлиги үч метрға йеқин еди. | |
I Sa | UyCyr | 17:5 | Бешиға мис дубулға, учисиға зәнҗир савут кийип қуралланған болуп, зәнҗир савутниң еғирлиғи атмиш килоға йеқин келәтти. | |
I Sa | UyCyr | 17:7 | Қолидики нәйзисиниң сепи рәхт тоқуйдиған дәстигаһниң оқидәк йоған еди, төмүр учиниң еғирлиғи болса тәхминән йәттә кило келәтти. Голятниң алдида бир ләшкәр униң чоң қалқинини көтирип маңатти. | |
I Sa | UyCyr | 17:8 | Голят исраилларға қарап туруп, мундақ дәп вақириди: — Силәр сәп түзүп немә қилмақчисиләр? Мана мән филистийәликқу, силәр пәқәтла Саулниң қуллири әмәсму? Қени, ичиңлардин бирини таллап, мениң йенимға кәлтүрүңлар. | |
I Sa | UyCyr | 17:9 | Әгәр у мән билән елишип мени өлтүрүветәлисә, биз силәргә қул болайли; әгәр уни мән йеңип өлтүрүветәлисәм, силәр бизгә қул болуп хизмитимизни қилиңлар. | |
I Sa | UyCyr | 17:10 | У филистийәлик сөзини йәнә давамлаштурди: — Мән бүгүн Исраил қошунини шәрмәндә қилимән. Қени, мән билән елишқили бир адәм чиқириңлар! | |
I Sa | UyCyr | 17:11 | Саул вә пүтүн исраиллар бу филистийәликниң гәплирини аңлап, алақзадә болуп, қорқушуп кәтти. | |
I Sa | UyCyr | 17:12 | Давут Йәһуда зимининиң Бәйтләһәм шәһиридики Әврата җамаитидин болған Йишай дегән адәмниң балиси болуп, Йишайниң сәккиз оғли бар еди. Саул һөкүм сүргән дәвирдә Йишай қерип қалған болуп, көпчилик уни һөрмәтләтти. | |
I Sa | UyCyr | 17:13 | Йишайниң үч чоң оғли Саул билән җәңгә чиққан еди. Җәңгә чиққан тунҗа оғлиниң ети Әлиаб, иккинчисиниң ети Абинадаб, үчинчисиниң болса Шаммаһ еди. | |
I Sa | UyCyr | 17:14 | Давут оғулларниң әң кичиги болуп, униң үч чоң акиси Саул билән биллә җәңгә чиққан еди. | |
I Sa | UyCyr | 17:16 | Һелиқи филистийәлик Голят қириқ күнгичә әтигини вә ахшими чиқип, урушушқа дәвәт қилип турди. | |
I Sa | UyCyr | 17:17 | Бир күни Йишай оғли Давутқа: — Оғлум, сән мону бир халта қомач билән он нанни баргаһқа жүгрәп берип, акилириңға апирип бәргин. | |
I Sa | UyCyr | 17:18 | Йәнә мону он болақ иримчикни уларниң команданиға бәр һәм акилириңниң һал-әһвалини уқуп, улардин аманлиғини билдүридиған бирәр бәлгү алғач кәл, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 17:19 | Давутниң үч акиси Саул падиша вә башқа исраиллар билән бирликтә Елаһ җилғисида филистийәликләргә қарши җәң қиливататти. | |
I Sa | UyCyr | 17:20 | Давут әтиси сәһәр туруп, қойлирини башқа бир падичиға тапшуруп қоюп, атиси Йишайниң сөзи бойичә йемәкликләрни елип йолға чиқти. У баргаһқа кәлгәндә исраиллар қошуни җәңгә чиқиватқан болуп, һәммиси чуқан көтиривататти. | |
I Sa | UyCyr | 17:22 | Давут нәрсилирини тәминат башқурғучиға тапшуруп, өзи қошунниң йениға жүгрәп берип акилириға салам қилди. | |
I Sa | UyCyr | 17:23 | У улар билән сөзлишип турғанда, гатлиқ қавул Голят филистийәликләрниң қошунидин чиқип, авалқи сөзлирини тәкрар вақириди. Давут униң сөзлирини аңлап турди. | |
I Sa | UyCyr | 17:25 | Исраиллар бир-биригә: «Әйнә уни көрдүңларму? Йәнә исраилларни һақарәтләватиду. Падиша уни өлтүргән адәмгә җиқ байлиқ соға қилип, өз қизиниму хотунлуққа беридикән, у адәмниң атисиниң аилисини болса һәр хил баҗ-селиқтин халас қилидикән», дейишивататти. | |
I Sa | UyCyr | 17:26 | Давут йенида турғанлардин: — Бу филистийәликни өлтүрүп, исраилларни бу һақарәттин халас қилған киши немигә еришидикән? Мәңгү һаят Худаниң қошуниға һақарәт қилидиған бу хәтнисиз филистийәлик өзини ким дәп ойлайдикән? — дәп сориди. | |
I Sa | UyCyr | 17:28 | Давутниң әң чоң акиси Әлиаб Давутниң кишиләр билән қилишқан гепини аңлап, униңға аччиқлинип: — Немидәп бу йәргә кәлдиң? Даладики бар-йоқи бирқанчә қойларни кимгә тапшурдуң? Мән сениң һакавурлуғуңни вә көңлүңдики яман оюңни билимән. Сән әмәлиятта җәңни көргили кәлдиң, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 17:30 | вә акисиниң йенидин кетип башқа адәмләрдин шу соални тәкрар сориди, йәнила охшаш җавапқа еришти. | |
I Sa | UyCyr | 17:31 | Давутниң гәплирини аңлиғанлар униң дегинини Саулға йәткүзгәнти, Саул Давутни қичқирип келишкә адәм әвәтти. | |
I Sa | UyCyr | 17:32 | Давут Саулға: — Алийлири, һечкимниң әшу филистийәликтин қорқуп, алақзадә болушиниң һаҗити йоқ. Мән, қуллири у филистийәлик билән елишишқа чиқимән, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 17:33 | — Сән қандақму у филистийәлик билән елишишқа чиқалайсән? Сән техи кичик турсаң, у болса яш вақтидин бери җәңчи, — деди Саул. | |
I Sa | UyCyr | 17:34 | — Алийлири, мән, қуллири атамниң қойлирини беқип келиватимән, шир яки ейиқ келип қойлардин бирәрсини елип қачса, | |
I Sa | UyCyr | 17:35 | уларни қоғлап берип уруп, еғизлиридин қойларни тартивалимән. Улар қопуп маңа янса, яйлиридин тутувелип уруп өлтүрүветимән. | |
I Sa | UyCyr | 17:36 | Мән, қуллири ширниму өлтүргән, ейиқниму өлтүргән, мәңгү һаят Худаниң қошуниға һақарәт қиливатқан әву хәтнисиз филистийәликниң ақивити әшу шир вә ейиқтәк болсун, — деди Давут вә гепини давамлаштуруп, | |
I Sa | UyCyr | 17:37 | — Пәрвәрдигар мени шир вә ейиқниң чаңгилидин қутқузувалғандәк, әшу филистийәликниң чаңгилидинму қутқузувалиду, — деди. — Бопту әмсә, барғин! Пәрвәрдигар саңа яр болсун, — деди Саул Давутқа вә | |
I Sa | UyCyr | 17:38 | униңға өзиниң җәң кийимлирини, йәни учисиға зәнҗир савутни вә бешиға мис дубулғисини кийдүрүп қойди. | |
I Sa | UyCyr | 17:39 | Давут Саулниң қиличини җәң кийимлириниң үстидин асти-дә, меңип бақмақчи болди, амма бурун җәң кийимлирини кийип бақмиғачқа, түзүк маңалмиди, у Саулға: — Мән бу кийимләрни кийип җәң қилалмаймән, чүнки мән уларға адәтләнмигән, — деди вә уларни селивәтти. | |
I Sa | UyCyr | 17:40 | У қолиға тайиғини елип, җилғидин бәш силиқ ташни теривалди вә уларни падичи халтисиға салди. Қолиға болса салғисини елип, у филистийәлик тәрәпкә қарап маңди. | |
I Sa | UyCyr | 17:41 | У филистийәлик Голятму Давут тәрәпкә қарап йеқинлишип кәлди, қалқан көтәргүчиси болса униң алдида маңди. | |
I Sa | UyCyr | 17:42 | Давут икки мәңзи қизил, келишкән яш бала болғачқа, у филистийәлик униңға зәң селип қарап қоюп, мәнситмиди. | |
I Sa | UyCyr | 17:43 | Филистийәлик Давутқа: — Сән қолуңға таяқ елип, мениң йенимға келипсән, мән иштмидим? — деди вә өзиниң илаһлириниң намлири билән Давутни қарғиди. | |
I Sa | UyCyr | 17:44 | У йәнә Давутқа мундақ деди: — Келивәр, мән тениңни һавадики қарға-қузғунларға, даладики явайи һайванларға берәй! | |
I Sa | UyCyr | 17:45 | — Сән нәйзә-қилич билән маңа қарши кәлдиң, — деди Давут у филистийәликкә, — лекин мән болсам сән һақарәтләп турған Исраил қошуниниң Худаси — қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигарниң нами билән саңа қарши кәлдим. | |
I Sa | UyCyr | 17:46 | Мана бүгүн Пәрвәрдигар сени мениң қолумға тапшуриду, сени өлтүрүп каллаңни тениңдин җуда қилимән, шундақла филистийәлик ләшкәрләрниң җәсәтлирини һавадики қарға-қузғунларға вә йәр йүзидики һайванларға беримән. Шуниң билән пүтүн аләмдикиләр исраилларниң Пәрвәрдигариниң барлиғини билип қалиду. | |
I Sa | UyCyr | 17:47 | Йәнә бу йәргә жиғилған һәммиси шуни билидуки, Пәрвәрдигар Өз хәлқини қутқузушта қилич билән нәйзигә таянмайду, У җәңдә шүбһисиз ғалип кәлгүчидур, У силәрни бизниң қолумизға тапшуриду. | |
I Sa | UyCyr | 17:48 | Голят Давутқа һуҗум қилғили униң алдиға қарап тохтимай маңғанда, Давут у филистийәлик билән елишиш үчүн у тәрәпкә қарап иштик жүгәрди. | |
I Sa | UyCyr | 17:49 | Давут халтисидин бир ташни елип салғисиға селип бир етиведи, у таш филистийәликниң дәл пешанисигә тегип, петип кирди. Филистийәлик йәргә дүм чүшти. | |
I Sa | UyCyr | 17:50 | Шундақ қилип, Давут у филистийәликни салға вә таш билән йәңди. У чағда Давутниң қолида қилич йоқ еди. | |
I Sa | UyCyr | 17:51 | У жүгрәп келип филистийәликниң ғиливидин қиличини суғирип елип, униң бешини кесивалди. Шуниң билән Давут у филистийәликни өлтүрди. Филистийәликләр өз палвининиң өлгәнлигини көрүп қачти. | |
I Sa | UyCyr | 17:52 | Йәһуда қәбилисидин вә Исраилниң башқа қәбилилиридин кәлгән ләшкәрләр қия-җия қилишип филистийәликләрни Гатқичә вә Әқрон қовуғиғичә қоғлап барди. Өлтүрүлгән филистийәликләрниң җәсәтлири Шаарайимға баридиған йолғичә, һәтта Гат вә Әқронғичә йетип кәтти. | |
I Sa | UyCyr | 17:53 | Исраиллар филистийәликләрни қоғлап қайтип кәлгәндин кейин, уларниң баргаһини булап-талиди. | |
I Sa | UyCyr | 17:54 | Давут Голятниң бешини Йерусалимға елип барди, униң қурал-яриғини болса өз чедирида қалдурди. | |
I Sa | UyCyr | 17:55 | Саул Давутниң һелиқи филистийәликниң алдиға елишишқа чиққанлиғини көрүши һаман, қошунниң беши Абнердин: — Һәй Абнер, бу жигит кимниң оғли екән? — дәп сориди. — Әй падишайи аләм, намиңиз билән қәсәм қилимәнки, мән расттинла билмәйдикәнмән, — деди Абнер. | |
I Sa | UyCyr | 17:57 | Давут филистийәликни өлтүрүп кәлгәндә, Абнер уни Саулниң һозуриға башлап кирди, филистийәликниң беши униң қолида еди. | |
Chapter 18
I Sa | UyCyr | 18:1 | Давут билән Саулниң сөһбити әнди аяқлишиши биләнла, Саулниң оғли Йонатанниң көңли Давутқа шундақ бағландики, уни өз җенини яхши көргәндәк яхши көрүп қалди. | |
I Sa | UyCyr | 18:2 | Саул шу күндин башлап Давутни өз йениға елип қелип, атисиниң қешиға кәткили қоймиди. | |
I Sa | UyCyr | 18:4 | Йонатан үстидики тонини селип Давутқа бәрди, җәң кийими, қиличи, оқ-я вә бәлбеғиниму бәрди. | |
I Sa | UyCyr | 18:5 | Саул Давутни нәгила вәзипигә әвәтмисун, у шу йәргә берип, вәзипини муваппәқийәтлик һалда пүтирип келәтти. Шуңа Саул уни бир ләшкәр беши қилип қойди, буниңдин ләшкәрләрниң һәммиси вә башқа ләшкәр башлири бирдәк мәмнун болди. | |
I Sa | UyCyr | 18:6 | Давут Голятни өлтүрүп көпчилик билән биллә қайтип кәлгән чағда, Исраилниң һәрқайси шәһәрлиридин қиз-чоканлар чиқип, шатлиқта дап-думбақ вә тарлиқ сазларни челип, қошақ ейтип, уссул ойнап, Саул падишани қарши елишти. | |
I Sa | UyCyr | 18:7 | Қиз-чоканлар: «Саул қирди миң-миңлап, Давут қирди он миңлап» дәп уссул ойнап, қошақлар қатқан еди. | |
I Sa | UyCyr | 18:8 | Саул буниңдин қаттиқ ғәзәпләнди, чүнки бу қошақ униңға яқмиған еди. Шуңа: — Улар он миңни өлтүрүшниң шәривини Давутқа, миңни өлтүрүшниң шәривини маңа бәргән болса, әнди униңға берилмигини шу бир падишалиқла қапту-дә, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 18:10 | Әтиси Пәрвәрдигар тәрипидин кәлгән бир яман роһ Саулға күч-қудрәттә чүшүп, уни өйидә һаяҗанда вақирап, уссул ойнайдиған қилип қойди. Давут болса адәттикидәкла униңға лира челип бәрди. У чағда Саулниң қолида нәйзә бар еди. | |
I Sa | UyCyr | 18:11 | Саул: «Нәйзә билән Давутни тамға миқлапла қояйчу», дәп ойлап, униңға қаритип нәйзә етиведи, Давут икки қетим униңдин өзини чәткә алди. | |
I Sa | UyCyr | 18:13 | Шуңа Саул Давутни өзиниң йенидин жирақлаштуруп, миң ләшкәр беши қилип қойди, Давут ләшкәрләргә баш болуп җәңгә баратти. | |
I Sa | UyCyr | 18:15 | Саул Давутниң һәммә ишларда муваппәқийәтлик екәнлигини көрүп, униңдин техиму қорқидиған болуп қалди. | |
I Sa | UyCyr | 18:16 | Лекин Йәһуда қәбилисидин вә Исраилниң башқа қәбилилиридин кәлгәнләр Давутқа амрақ еди, чүнки у җәңләрдә алдинқи сәптә еди. | |
I Sa | UyCyr | 18:17 | Саул Давутқа мундақ деди: — Сән мениң палвиним болуп, Пәрвәрдигар үчүн җәң қилсаң чоң қизим Мерабни саңа хотунлуққа беримән. Саул ичидә: «Давут мениң қолум билән әмәс, бәлки филистийәликләрниң қоли билән өлтүрүлсун», дәп ойлиған еди. | |
I Sa | UyCyr | 18:18 | — Мән ким едим? Уруқ-җамаитим мениң падишайимизға күйоғул болушумға қандақму әрзийду? — деди Давут. | |
I Sa | UyCyr | 18:19 | Лекин Саулниң қизи Мераб Давутқа ятлиқ қилинидиған чағда, Саул уни михолаһлиқ Адраилға хотунлуққа беривәтти. | |
I Sa | UyCyr | 18:20 | Һалбуки, Саулниң иккинчи қизи Микал Давутқа ашиқ еди, буниңдин Саул хәвәр тепип хошал болуп кәтти. | |
I Sa | UyCyr | 18:21 | Саул ичидә: «Мән Микални Давутқа бәрсәм, қизим арқилиқ уни қапқанға чүширип, филистийәликләрниң қолида өлтүргүзимән», дәп ойлиди-дә, Давутқа иккинчи қетим: — Сән маңа күйоғул бол, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 18:22 | Саул әмәлдарлириға: — «Падиша сени яхши көридикән, падишаниң әмәлдарлириму сени яхши көриду, шуңа сән падишаға күйоғул бол», дәп Давутқа йошурунчә ейтиңлар, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 18:23 | Саулниң әмәлдарлири Давутниң қулиғиға пичирлап әйнә шундақ дегәнти, Давут: — Падишаниң күйоғли болуш силәрчә шундақ кичик ишму? Мән бир кәмбәғәл вә әрзимәс адәм турсам, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 18:25 | Саул адәмлиригә: — Силәр Давутқа: «Падиша дүшмәнлиридин интиқам алмақчикән, шуңа тойлуққа пәқәт йүз филистийәликниң хәтнә терисидин башқа һеч нәрсә тәләп қилмайдикән» дәңлар, — деди. Саулниң нийити Давутни филистийәликләрниң қолида өлтүрүш еди. | |
I Sa | UyCyr | 18:26 | Саулниң адәмлири бу гәпни Давутқа йәткүзгәнти, Давут падишаниң күйоғли болидиғанлиғидин хошал болди. Давут вә униң адәмлири қәрәли тошмастинла йолға чиқип икки йүз филистийәликни өлтүрди, Давут күйоғул болуш үчүн уларниң хәтнә терилирини елип, сани билән Саулға тапшуруп бәрди. Шуниң билән Саул қизи Микални Давутқа хотунлуққа бәрди. | |
I Sa | UyCyr | 18:27 | Саулниң адәмлири бу гәпни Давутқа йәткүзгәнти, Давут падишаниң күйоғли болидиғанлиғидин хошал болди. Давут вә униң адәмлири қәрәли тошмастинла йолға чиқип икки йүз филистийәликни өлтүрди, Давут күйоғул болуш үчүн уларниң хәтнә терилирини елип, сани билән Саулға тапшуруп бәрди. Шуниң билән Саул қизи Микални Давутқа хотунлуққа бәрди. | |
I Sa | UyCyr | 18:28 | Саул Пәрвәрдигарниң Давутқа яр болғанлиғини һәм қизи Микалниңму Давутқа амрақ екәнлигини ениқ билип, | |
Chapter 19
I Sa | UyCyr | 19:1 | Саул өз оғли Йонатан вә һәммә әмәлдарлириға Давутни өлтүрүшни тапилиди. Лекин Саулниң оғли Йонатан Давутқа қәвәтла амрақ еди. | |
I Sa | UyCyr | 19:2 | Йонатан Давутқа: — Атам Саул сени өлтүрмәкчи болуватиду, әтә әтигәндә пәхәс болғин, далаға берип мәхпий бир йәргә йошурунувалғин. | |
I Sa | UyCyr | 19:3 | Мән даладики сән йошурунувалған йәргә берип атамниң йенида униң билән сән тоғрилиқ параңлишип туримән, мән әһвалниң қандақлиғиға қарап саңа хәвәр беримән, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 19:4 | Йонатан атиси Саулға Давутни махтап: — Шаһ ата, өз хизмәткариңиз Давутқа яманлиқ қилмисиңиз, у сизгә яманлиқ қилмиған, йәнә келип униң қилған һәрбир иши сизгә көп пайда елип кәлди. | |
I Sa | UyCyr | 19:5 | У җенини тикип қоюп һелиқи филистийәликни өлтүрди, Пәрвәрдигар шуниң билән исраилларни ғалибә-нусрәткә ериштүрди. Шу чағда сиз буларни көрүп хошал болғанидиңиз. Әнди немишкә бекардин-бекар бегуна Давутниң қенини төкүп, өзиңизни гунакар қилмақчи болисиз? — деди. | |
I Sa | UyCyr | 19:6 | Саул Йонатанниң сөзини аңлиғандин кейин қәсәм қилип: — Мән мәңгү һаят Пәрвәрдигар алдида қәсәм қилимәнки, Давут өлтүрүлмәйду, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 19:7 | Шуниңдин кейин Йонатан Давутни чақирип келип буниң һәммисини униңға ейтип бәрди, шундақла уни Саулниң алдиға башлап барди. Давут авалқидәкла Саулниң хизмитидә болди. | |
I Sa | UyCyr | 19:8 | Узун өтмәй йәнә уруш болди. Давут қошун башлап чиқип филистийәликләр билән җәң қилип, уларни қаттиқ мәғлуп қилди. Ахирида филистийәликләр қечип кетишти. | |
I Sa | UyCyr | 19:9 | Бир күни Саул өйидә қолиға нәйзә елип олтиратти, Пәрвәрдигар тәрипидин кәлгән бир яман роһ униңға йепишти. Давут униңға лира челип бериватқанда, | |
I Sa | UyCyr | 19:10 | Саул Давутқа нәйзә санчип тамға миқлап қоймақчи болуведи, Давут өзини чәткә алди, Саулниң нәйзиси болса тамға кирип кәтти. Давут шу күни кечидә өйигә қечип кәтти. | |
I Sa | UyCyr | 19:11 | Саул Давутни таң атқичә күзитип туруп, таң етиши биләнла өлтүрүветиш үчүн, униң өйигә бир нәччә адәм әвәтти. Аяли Микал Давутқа: — Бүгүн кечә җениңизни елип қачмисиңиз, әтә өлтүрүлисиз, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 19:13 | Микал бир бутни каривәткә ятқузуп, бешиға өшкә жуңида тоқулған ястуқни қоюп, үстигә кийимләрни йепип қойди. | |
I Sa | UyCyr | 19:14 | Давутни тутуп келишкә Саул тәрипидин әвәтилгән адәмләр кәлгәндә, Микал уларға: «У ағрип қалди», деди. | |
I Sa | UyCyr | 19:15 | Лекин Саул адәмлирини Давутни күзитип турушқа йәнә әвәтти вә уларға: — Уни өлтүрүшүм үчүн, ятқан каривити биләнла көтирип келиңлар! — деди. | |
I Sa | UyCyr | 19:16 | Саул әвәткән адәмләр өйгә кирип, каривәттә ятқан бутни вә бутниң бешиға қоюлған өшкә жуңида тоқулған ястуқни көрди. | |
I Sa | UyCyr | 19:17 | Шуниң билән Саул Микалға: — Сән немишкә мени алдап дүшминимни қачуруветисән? — деди. Микал: — У маңа: «Қечишимға ярдәм қил, болмиса сени өлтүрүветимән» деди, — дәп җавап бәрди. | |
I Sa | UyCyr | 19:18 | Давут қечип қутулғандин кейин, Рамаһқа келип Самуил билән көрүшүп, Саулниң қилған-әткәнлириниң һәммисини сөзләп бәрди. Шуниңдин кейин Самуил билән биргә Найотқа берип, у йәрдә турди. | |
I Sa | UyCyr | 19:20 | Шуниң билән Саул Давутни тутуп келишкә адәм әвәтти. Улар у йәргә йетип барғанда, Самуилниң йетәкчилигидә һаяҗанда җар селип, Худани мәдһийиләватқан бир топ пәйғәмбәрләрни көрди. Шу чағда Худаниң Роһи Саулниң адәмлиригиму чүшти вә уларму һаяҗанда җар селип, мәдһийиләп кәтти. | |
I Sa | UyCyr | 19:21 | Саул бу иштин хәвәр тепип йәнә адәм әвәтти. Уларму һаяҗанда җар селип, мәдһийиләп кәтти. Саул үчинчи қетим адәм әвәткәндә, улар һәм шундақ қилишти. | |
I Sa | UyCyr | 19:22 | Андин кейин Саулниң өзи Рамаһқа қарап йол елип, Секудики чоң қудуқниң бешиға йетип кәлди. У кишиләрдин: — Самуил билән Давут нәдә? — дәп сориведи, бири: — Рамаһтики Найотта, — дәп җавап бәрди. | |
I Sa | UyCyr | 19:23 | Шуниң билән Саул Рамаһтики Найотқа қарап маңди. Пәрвәрдигарниң Роһи униңғиму чүшти, у таки Рамаһтики Найотқичә һаяҗанда җар селип, Худани мәдһийиләп барди. | |
Chapter 20
I Sa | UyCyr | 20:1 | 42Давут Рамаһтики Найоттин қечип чиқип, Йонатанниң қешиға келип униңға: — Мән немә қилиптимән, немә гунайим бар екән, атаңниң алдида җенимни алғудәк немә хаталиқ өткүзүптимән? — деди. | |
I Sa | UyCyr | 20:2 | — Худа сақлисун, сән өлтүрүлмәйсән. Мәйли чоң, мәйли кичик иш болсун, атам маңа билдүрмәй қилмайду. У бу ишни мәндин йошурмайду, сән дегәндәк болмайду, — деди Йонатан. | |
I Sa | UyCyr | 20:3 | Давут қәсәм қилип: — Атаң сениң мени қанчилик яхши көридиғанлиғиңни убдан билиду. Шуңа у ичидә: «Буни Йонатанға билдүрмәй, болмиса у қайғуруп кетиду», дәп ойлиған гәп. Мән мәңгү һаят Пәрвәрдигар алдида сениң җениң билән қәсәм қилимәнки, өлүмгә бир қәдәмла йеқинлиқта туримән, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 20:5 | Давут униңға мундақ деди: — Әтә йеңи ай мәйрими, падиша билән һәмдәстихан болушум керәк, лекин сән мениң өгүн ахшамғичә далада йошурунуп турушумға рухсәт қилғин. | |
I Sa | UyCyr | 20:6 | Мабада атаң мениң дәстиханда йоқлуғумни билип сорап қалса, сән: «Давут ялвуруп ‹маңа өз шәһирим Бәйтләһәмгә чаққан беришимға иҗазәт бәргин, чүнки у йәрдә пүтүн уруқ-җамаитимиз билән жиллиқ қурванлиқ өткүзәттуқ› дегән еди», дәп ейтқин. | |
I Sa | UyCyr | 20:7 | Әгәр у: «Убдан бопту!» десә, мән теч-аман қалимән; әгәр у қаттиқ хапа болса, билгинки, у маңа зиянкәшлик қилиш нийитигә қәтъий кәлгән болиду. | |
I Sa | UyCyr | 20:8 | Пәрвәрдигар алдида түзгән достлишиш һәққидики келишимимизни есиңгә елип, маңа меһир-муһәббәт көрситип турғайсән. Лекин мәндә гуна болса, мени атаңға тутуп берип немә қилаттиң? Өзәңла өлтүрүвәт. | |
I Sa | UyCyr | 20:9 | — Худа сақлисун, — деди Йонатан, — әгәр мән атамниң саңа зиянкәшлик қилиш нийитигә кәлгәнлигини билип қалсам, саңа ейтмасмәнму? | |
I Sa | UyCyr | 20:10 | — Әгәр атаң саңа ғәзәптә җавап бәрсә, ким маңа хәвәр бериду? — деди Давут Йонатанға. | |
I Sa | UyCyr | 20:12 | — Пәрвәрдигар — исраилларни таллиған Худа маңа гува болсунки, әтә яки өгүнлүккә тәхминән мошу вақитта атамниң немә нийәттә екәнлигини билип чиқимән. Әгәр атам саңа яхши нийәттә болса, мән саңа хәвәр беримән. | |
I Sa | UyCyr | 20:13 | Әгәр у саңа зиянкәшлик қилиш нийитидә болуп, лекин мән сени хәвәрдар қилип, аман-есән қечишиңға ярдәм бәрмисәм, Пәрвәрдигар мени қаттиқ җазалисун! Пәрвәрдигар илгири атамға яр болғандәк, саңиму яр болсун! | |
I Sa | UyCyr | 20:14 | Пәрвәрдигар маңа меһир-муһәббәт көрсәткинидәк, сәнму һаятимниң ахириғичә һәр дайим маңа меһир-муһәббәт көрсәткин. Әгәр мән өлүп кәтсәм, | |
I Sa | UyCyr | 20:15 | Пәрвәрдигар һәтта барлиқ әвлатлириңни йәр йүзидин йоқатқан тәғдирдиму, сән меһир-муһәббитиңни әвлатлиримдин мәңгүгә үзмигин, — деди Йонатан Давутқа вә | |
I Sa | UyCyr | 20:16 | Давут билән келишим қилди. Йонатан йәнә: — Әгәр әвлатлириң келишимимизгә вапасизлиқ қилса, Пәрвәрдигар улардин һесап алғай, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 20:17 | Йонатан Давутни өз җенидәк яхши көргәчкә, униң өзигә болған достлуғини йәнә бир қетим тәстиқлитиш үчүн уни вәдә қилдурди. | |
I Sa | UyCyr | 20:18 | Йонатан Давутқа: — Әтә йеңи ай мәйрими, дәстихандики орнуң бош қалса, сениң йоқлуғуң билинип қалиду. | |
I Sa | UyCyr | 20:19 | Өгүнлүккә сән илгири йошурунған йәргә берип, таш догилириниң арқисида күтүп турғин. | |
I Sa | UyCyr | 20:21 | Андин мән хизмәтчи балиға: «Сән берип я оқлирини тапқин», дәймән. Әгәр мән униңға: «Қара! Я оқлири сениң бу тәрипиңдә, уларни әкәл» десәм, сән чиқсаң болиду. Мән мәңгү һаят Пәрвәрдигар алдида қәсәм қилимәнки, сән аман қалисән, саңа ховуп-хәтәр кәлмәйду; | |
I Sa | UyCyr | 20:22 | әгәр мән хизмәтчи балиға: «Қара! Я оқлири сениң у тәрипиңдә» десәм, сән кәткин, чүнки у чағда Пәрвәрдигар сени йолға салған болиду. | |
I Sa | UyCyr | 20:24 | Шундақ қилип, Давут далаға чиқип йошурунди. Йеңи ай мәйримидә падиша ғизаланғили дәстиханға олтарди | |
I Sa | UyCyr | 20:25 | вә адәт бойичә там йенидики орундин җай алди. Йонатан падишаниң удулида, Абнер падишаниң йенида олтарди, Давутниң орни болса бош қалди. | |
I Sa | UyCyr | 20:26 | Лекин шу күни падиша һечнемә демәй: «У бир иш қилип напак болуп қалғанду... чоқум пак әмәс», дәп хиял сүрүп олтарди. | |
I Sa | UyCyr | 20:27 | Йеңи ай мәйриминиң иккинчи күниму Давутниң орниниң бош турғанлиғини көргән Саул Йонатандин: — Йишайниң оғлиниң түнүгүнму, бүгүнму ғизаға кәлмәслиги немә сәвәптин? — дәп сориди. | |
I Sa | UyCyr | 20:28 | Йонатан мундақ җавап қайтурди: — Давут «Бәйтләһәмгә барсам» дәп мәндин рухсәт сорап ялвурған еди. | |
I Sa | UyCyr | 20:29 | У «Маңа иҗазәт бәргин, чүнки у шәһәрдә уруқ-җамаитимиз билән қурванлиқ қилаттуқ, акам беришимни буйруған еди. Әгәр сән мени яхши көрсәң, акилирим билән көрүшкили иҗазәт бәргин», дәп маңа йелинған еди. Шу сәвәптин у падишайимиз билән һәмдәстихан болалмиди. | |
I Sa | UyCyr | 20:30 | Бу чағда Саул Йонатанға қаттиқ аччиқлинип: — Һәй бузуқ, вапасиз хотунниң балиси, мени сениң Йишайниң оғли билән бир тәрәптә туруватқанлиғиңни билмәйду демә, сән бу қилиғиң билән өзәңни вә сени туққан анаңни шәрмәндә қиливатисән. | |
I Sa | UyCyr | 20:31 | Йишайниң оғли дунияда һаятла болидикән нә өзәң, нә падишалиғиң мустәһкәм туралмайду. Шуңа адәм әвәтип, уни тутуп, мениң алдимға әкәл. У өлүши керәк, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 20:33 | Саул бу гәпни аңлап, оғли Йонатанни өлтүрүш үчүн нәйзини униңға қаритип атти. Йонатан атисиниң Давутни қәтъий өлтүрүш нийитидә екәнлигини билди. | |
I Sa | UyCyr | 20:34 | Йонатан қаттиқ аччиқлинип, дәстихандин ирғип туруп кетип қалди һәм атисиниң Давутни һақарәтлигәнлигидин көңли ғәмкин болди. У йеңи ай мәйриминиң иккинчи күни бир күн ғиза йемиди. | |
I Sa | UyCyr | 20:35 | Йонатан әтиси әтигәндә Давут билән келишип қойған вақитта бир балини әгәштүрүп далаға чиқти. | |
I Sa | UyCyr | 20:36 | — Сән жүгрә, мән атқан я оқини тап, — деди Йонатан балиға. Бала жүгрәп кетиведи, Йонатан я оқини бала кетиватқан йәрниң нерисиға атти. | |
I Sa | UyCyr | 20:37 | Бала Йонатан я оқини атқан йәргә барған еди, Йонатан униңға: — Я оқи сениң у тәрипиңдиғу? | |
I Sa | UyCyr | 20:38 | Тез жүгрә, тохтап қалма! — дәп вақириди. Бала я оқлирини жиғип ғоҗайиниға әкелип бәрди. | |
I Sa | UyCyr | 20:39 | Бала һеч нәрсидин хәвәрсиз еди, ейтилған сөзләрниң мәнасини пәқәтла Йонатан билән Давут биләтти. | |
I Sa | UyCyr | 20:40 | Йонатан өзиниң оқ-ясини балиға берип униңға: — Буларни шәһәргә елип кирип кәткин, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 20:41 | Бала кәткәндин кейин Давут таш догилириниң арқисидин чиқип, йәргә баш қоюп, үч мәртәм тазим қилди. Иккиси сөйүшүп жиғлашти, Давут болса қаттиқ жиғлап кәтти. | |
I Sa | UyCyr | 20:42 | — Пәрвәрдигарниң алдида қәсәм қилип, «Бир-биримизгә қилған қәсимимизгә таки әвлатлиримизғичә Пәрвәрдигар мәңгү гува болсун» дегән едуқ. Әнди сән теч-аман йолуңға маң! — деди Йонатан Давутқа. | |
Chapter 21
I Sa | UyCyr | 21:1 | Давут Ноб дегән шәһәргә келип, роһаний Ахимәләкниң йениға барди, Ахимәләк уни қорқунуч ичидә күтүвалди. — Немишкә ялғуз кәлдиңиз, адәмлириңиз йоқму? — дәп сориди Ахимәләк. | |
I Sa | UyCyr | 21:2 | — Падиша маңа бир ишни буйруп: «Мән саңа буйруған ишни һечким билмисун», дегән еди. Шуңа мән өз адәмлиримгә уларниң мени мәлум җайда күтүп турушини тапилап қоюп кәлдим. | |
I Sa | UyCyr | 21:3 | Әнди йегүдәк немиңиз бар? Бәш нан яки башқа немила нәрсиңиз болса бериңа, — деди Давут роһаний Ахимәләккә. | |
I Sa | UyCyr | 21:4 | — Мәндә адәттики нан йоқ, пәқәт муқәддәс нанла бар. Сиз униңға пәқәт адәмлириңиз йеқиндин бери өзлирини аял затидин нери тутқан болсила еришәләйсиз, — дәп җавап бәрди роһаний. | |
I Sa | UyCyr | 21:5 | — Әлвәттә, аялларға йеқинлашмидуқ, — деди Давут, — биз адәттики вәзипигә атланғанда, адәмлирим өзлирини пак тутиду. Бу қетим алаһидә вәзипигә чиққанлиғимиз үчүн техиму шундақтур. | |
I Sa | UyCyr | 21:6 | Шуниңдин кейин роһаний башқа нан болмиғачқа, Давутқа муқәддәс нанлардин бәрди. Бу нанлар Пәрвәрдигарға беғишланған болуп, Пәрвәрдигарниң һозурида бир мәзгил турғандин кейин, йеңи нан кәлгәчкә у йәрдин еливетилгән еди. | |
I Sa | UyCyr | 21:7 | Шу күни Саулниң идомлуқ баш падичиси Доегму у йәрдә болуп, у паклиниш мәрикиси үчүн кәлгән еди. | |
I Sa | UyCyr | 21:8 | Давут Ахимәләктин: — Сиздә қилич, нәйзә барму? — дәп сориди, — падишаниң тапшуруғи җиддий болғачқа, йенимға йә қилич, йә нәйзә елип чиқмиған едим. | |
I Sa | UyCyr | 21:9 | — Сиз Елаһ җилғисида өлтүргән филистийәлик Голятниң қиличи бу йәрдә, у роһанийлиқ тониниң кәйнидә матиға йөгәклик туриду, халисиңиз шуни елиң, униңдин башқа қурал-ярақ йоқ, — деди роһаний. — Униңға тәң келидиған қилич йоқ, шуни маңа бериң, — деди Давут. | |
I Sa | UyCyr | 21:11 | Акишниң әмәлдарлири Акишқа: — Бу Исраилниң падишаси Давутқу? Исраилдики аяллар: «Саул қирди миң-миңлап, Давут қирди он миңлап» дәп нахша ейтип уссул ойнашмиғанмиди?! — деди. | |
I Sa | UyCyr | 21:12 | Давут бу сөзләрни диққәт қилип аңлиди вә Гатниң падишаси Акишниң өзигә бир немә қилишидин бәк қорқуп кәткәчкә, | |
I Sa | UyCyr | 21:13 | улар бар йәрдә әттәй сараңлиқ қилип жүрди. У уларниң қол астида болғанлиқтин, сараң болувелип, шәһәр дәрвазисиға қалаймиқан йезип-сизип, сақилиға шөлгәйлирини еқитип жүрди. | |
I Sa | UyCyr | 21:14 | Акиш әмәлдарлириға: — Қараңлар! Бу адәм сараң екән, немидәп уни мениң қешимға елип кәлдиңлар? | |
Chapter 22
I Sa | UyCyr | 22:1 | Давут у йәрдин қечип, Адуллам шәһириниң йенидики ғарда паналанди. Униң акилири вә ата җамаитидикиләр буни аңлап, шу йәргә йетип кәлди. | |
I Sa | UyCyr | 22:2 | Шуниң билән биллә бешиға күн чүшкән, қәризгә боғулған, нарази болуп жүргән кишиләр униң йениға жиғилишти. Шундақ қилип, Давут уларға йолбашчи болуп қалди. Униңға әгәшкәнләр төрт йүзчә киши еди. | |
I Sa | UyCyr | 22:3 | Давут у йәрдин Моаб зиминидики Мизпаһ дегән шәһәргә келип, Моаб падишасиға: — Худаниң маңа немә қилмақчи болғанлиғини биливалғичә, ата-анамниң бу йәргә келип турушиға рухсәт қилсила, — дәп илтиҗа қилди. | |
I Sa | UyCyr | 22:4 | Шундақ қилип, у ата-анисини Моаб падишасиниң һозуриға елип кәлди. Өзи тағдики паналинидиған ғарда йошурунуп жүргән мәзгилдә, ата-аниси у йәрдә турди. | |
I Sa | UyCyr | 22:5 | Гад пәйғәмбәр Давутқа: — Тағдики ғарда жүрмәй, Йәһуда зиминиға барғин, — деди. Андин Давут у йәрдин кетип, Хәрәт орманлиғиға барди. | |
I Sa | UyCyr | 22:6 | Саул Гибъаһ теғиниң төписидики бир жулғун дәриғиниң астида қолиға нәйзисини тутқан һалда олтиратти, әмәлдарлири болса униң әтрапида турушатти. Давут вә униң адәмлириниң тепилғанлиғи һәққидики хәвәр униңға йетип кәлди. | |
I Sa | UyCyr | 22:7 | Саул әтрапидикиләргә: — Һәй Бинямин қәбилисидикиләр, гепимгә қулақ селиңлар! Йәһуда қәбилисидин болған Йишайниң оғли Давут силәргә үзүмзарлиқ вә етизларни берәрмиди, силәрни қошунлириниң беши қилармиди? | |
I Sa | UyCyr | 22:8 | Силәр маңа қарши тил бириктүрүватисиләр. Араңлардин һечким маңа оғлум Йонатанниң Йишайниң оғли билән келишим қилғанлиғини ейтмиди, мениң һалимдин хәвәр алмиди. Һечқандақ адәм маңа, өз оғлумниң күшкүртүши билән Давутниң маңа һуҗум қилишни күтүватқанлиғини ейтмиди, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 22:9 | Шу чағда Саулниң әмәлдарлири арисида турған идомлуқ Доег униңға: — Мән Йишайниң оғли Давутниң Нобтики Ахитубниң оғли роһаний Ахимәләкниң йениға кәлгәнлигини көрдүм. | |
I Sa | UyCyr | 22:10 | Ахимәләк Давут һәққидә Пәрвәрдигарға илтиҗа қилип, униңға таам вә филистийәлик Голятниң қиличини бәрди, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 22:11 | Саул падиша роһаний Ахимәләкни вә униң ата җамаитиниң һәммисини, йәни Нобтики роһанийларни чақиртти. Уларниң һәммиси падишаниң һозуриға кәлди. | |
I Sa | UyCyr | 22:12 | — Һәй Ахитубниң оғли, гепимгә қулақ сал, — деди Саул. — Мана мән ғоҗам, — дәп җавап бәрди Ахимәләк. | |
I Sa | UyCyr | 22:13 | — Сән немишкә Йишайниң оғли билән биргә маңа қарши тил бириктүрдүң? Сән немишкә униңға нан билән қилич берип, униң үчүн Пәрвәрдигарға илтиҗа қилдиң? Мана әнди у маңа қарши чиқип, һуҗум қилишни күтүп ятмақта! — деди Саул униңға. | |
I Sa | UyCyr | 22:14 | Ахимәләк Саулға җавап берип, мундақ деди: — Өзлириниң әмәлдарлири ичидә Давуттин садиқ ким бар? У силиниң күйоғуллири һәм ордидики ясавуллар отрядиниң башлиғи, шундақла өзлириниң адәмлири ичидики һөрмәткә сазавәр бир кишидур. | |
I Sa | UyCyr | 22:15 | Тоғра, мән Давут һәққидә Пәрвәрдигарға илтиҗа қилдим, алийлири, бу мениң биринчи қетим илтиҗа қилишим әмәс. Давутниң яман нийитидин һеч хәвирим йоқ, бу ишта мени яки ата җамаитимни әйиплимисилә. | |
I Sa | UyCyr | 22:17 | вә әтрапидики ясавуллириға мундақ дәп буйриди: — Пәрвәрдигарниң роһанийлирини өлтүрүңлар. Улар Давут тәрәптә турған һәм Давутниң қечип кәткәнлигини билип туруп, маңа ейтмиған! Саулниң ясавуллири болса Пәрвәрдигарниң роһанийлирини өлтүрүштин баш тартти. | |
I Sa | UyCyr | 22:18 | Бу чағда падиша Доегқа: — Сән берип, роһанийларни өлтүр! — дәп буйриди. Шу күни идомлуқ Доег роһанийлиқ тонини кийгән 85 роһанийни өзи ялғуз өлтүрди. | |
I Sa | UyCyr | 22:19 | Буниңдин башқа Саул падиша роһанийлар шәһири Нобтики әр-аял, бала-җақа, әмчәктики бовақтин таки кала-ешәк, қойларғичә болған һәммисини қилич билән қирғузди. | |
I Sa | UyCyr | 22:22 | Давут Әбиятарға: — У күни идомлуқ Доегниң у йәрдә екәнлигини көрүп, униң Саулға чоқум хәвәр қилидиғанлиғини билгән едим. Ата җамаитиңдики һәрбир җанниң өлүмигә мән сәвәпчи болдум. | |
Chapter 23
I Sa | UyCyr | 23:1 | Давутқа: «Филистийәликләр Қийлаһ шәһиригә һуҗум қилип, хаманлардики ашлиқларни булаң-талаң қиливетипту», дегән хәвәр йетип кәлди. | |
I Sa | UyCyr | 23:2 | Шу сәвәптин Давут Пәрвәрдигардин: — Мән берип у филистийәликләр билән урушайму? — дәп сориди. Пәрвәрдигар униңға: — Сән берип филистийәликләр билән урушуп, Қийлаһни қутқуз, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 23:3 | Давутниң адәмлири болса Давутқа: — Биз Йәһуда зиминида туруп қорқуватсақ, Қийлаһқа филистийәликләрниң қошуниниң алдиға һуҗум қилип баримизму техи? — дейишти. | |
I Sa | UyCyr | 23:4 | Давут йәнә Пәрвәрдигарниң ирадисини сориди, Пәрвәрдигар униңға: — Мән филистийәликләрни сениң қолуңға тапшуридиған болғандикин, сән Қийлаһқа бар, — дәп җавап бәрди. | |
I Sa | UyCyr | 23:5 | Шуниңдин кейин Давут вә униң адәмлири Қийлаһқа берип, филистийәликләр билән җәң қилди. Улар филистийәликләрниң маллирини тартивелип, уларни қаттиқ мәғлуп қилди. Шундақ қилип, Давут Қийлаһ аһалисини қутқузди. | |
I Sa | UyCyr | 23:6 | Ахимәләкниң оғли Әбиятар Қийлаһта турған Давутниң йениға қечип барғанда, у өзи билән ефодни еливалған еди. | |
I Sa | UyCyr | 23:7 | Саулға: «Давут Қийлаһқа кәпту», дегән хәвәр йетип кәлгәндә, Саул: — Давут дәрваза вә сепиллири пухта шәһәргә кирип солинип қапту, бу Пәрвәрдигарниң уни мениң қолумға тапшурғанлиғи, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 23:8 | Саул Давут вә униң адәмлирини қоршавға елиш мәхситидә һәммә ләшкәрлирини Қийлаһқа қарап жүрүш қилишқа чақириқ қилди. | |
I Sa | UyCyr | 23:10 | Андин у Худаға илтиҗа қилип, мундақ деди: — Әй Пәрвәрдигар, исраилларни таллиған Худа! Мән Саулниң мени дәп Қийлаһқа келип, пүтүн шәһәрни харап қилмақчи болғанлиғини ениқ аңлидим. | |
I Sa | UyCyr | 23:11 | Қийлаһниң һакимлири мени Саулниң қолиға тапшурарму? Саул мән аңлиғандәк Қийлаһ шәһиригә келәрму? Әй Пәрвәрдигар, исраилларни таллиған Худа, қулуңға йол көрсәткәйсән! — Саул келиду, — деди Пәрвәрдигар. | |
I Sa | UyCyr | 23:12 | — Қийлаһниң һакимлири мени вә адәмлиримни Саулниң қолиға тапшурарму? — деди Давут йәнә. — Тапшуриду, — деди Пәрвәрдигар. | |
I Sa | UyCyr | 23:13 | Шуңа Давут вә униң адәмлири, тәхминән җәми алтә йүз киши Қийлаһтин чиқип, у яқтин бу яққа айлинип жүрүшти. Бәзиләр бу әһвални Саулға йәткүзүведи, у Қийлаһқа бармайдиған болди. | |
I Sa | UyCyr | 23:14 | Давут чөлдә тағларда, йәни Зиф чөлидики ғарларда паналинип туратти. Саул Давутни һәр күни издигән болсиму, Пәрвәрдигар униң Давутни тутувелишиға йол қоймиди. | |
I Sa | UyCyr | 23:15 | Давут Зиф чөлидики Хораш дегән җайда туруватқан мәзгилдә, Саулниң униң җенини елиш үчүн уни издәп келиватқанлиғини билип қалди. | |
I Sa | UyCyr | 23:16 | Саулниң оғли Йонатан у йәргә берип, Давут билән көрүшти һәм униң Худаға болған ишәнчини күчәйтти. | |
I Sa | UyCyr | 23:17 | — Қорқма! — деди Йонатан униңға, — атам һечқачан саңа зиянкәшлик қилалмайду, сән Исраилниң падишаси болисән, мән сәндин қалсамла иккинчи орундики адәм болимән. Буни атамму убдан билиду. | |
I Sa | UyCyr | 23:18 | У иккиси Пәрвәрдигар алдида чин достлуқ үчүн келишим қилишти. Йонатан өйигә кәтти, Давут болса авалқидәкла Хорашта туруп қалди. | |
I Sa | UyCyr | 23:19 | Зифлиқлар Гибъаһқа берип, Саул билән көрүшүп униңға: — Давут Йешимон чөлиниң җәнубидики Хакила дегән егизликкә җайлашқан Хораштики ғарларда йошурунуп жүрүпту. | |
I Sa | UyCyr | 23:20 | Падишайи аләм, халиған чағлирида йолға чиқсила, Давутни қоллириға өткүзүп беримиз, — дейишти. | |
I Sa | UyCyr | 23:22 | — әнди силәр йәнә берип, униң қәйәрдә туруватқанлиғини, уни кимниң көргәнлигини ениқлап беқиңлар. Маңа мәлум болушичә у толиму қув екән. | |
I Sa | UyCyr | 23:23 | Шуңа у адәттә йошурунидиған йәрни ениқлап чиқип, маңа келип һәқиқий мәлуматни бериңлар, андин мән силәр билән биллә у йәргә баримән. Әгәр у у йәрдә болсила, уни Йәһуда җамаәтлири ичидин тапмай қоймаймән. | |
I Sa | UyCyr | 23:24 | Зифлиқлар йолға чиқип, Саулдин авал Зифқа қайтип кәлди. Давут вә униң адәмлири болса Маон чөлигә җайлашқан Йешимонниң җәнубидики Араба районида еди. | |
I Sa | UyCyr | 23:25 | Саул вә униң адәмлири Давутни издәшкә маңди. Давут буниңдин хәвәр тепип, Маон чөлидики бир тик тағниң йенида қалди. Саул буни аңлап, Давутни қоғлап тутуш үчүн Маон чөлигә барди. | |
I Sa | UyCyr | 23:26 | Саул вә униң адәмлири тағниң бу тәрипи билән маңса, Давут вә униң адәмлири тағниң у тәрипи билән маңатти. Улар Саул вә униң адәмлиридин қутулуш үчүн алдирап қечиватқанда, Саул вә униң адәмлири уларни тутимиз дәп, һәр тәрәптин қоршавға елишқа башлиди. | |
I Sa | UyCyr | 23:27 | Лекин бир әлчи келип Саулға: — Тез қайтмисиңиз болмиди, филистийәликләр жутумизға һуҗум қилди, — деди. | |
Chapter 24
I Sa | UyCyr | 24:2 | Саул филистийәликләрни қоғлап қайтқанда, униңға: «Давут Енгәди чөлидә туруветипту», дегән хәвәр кәлди. | |
I Sa | UyCyr | 24:3 | Саул бу хәвәрни аңлиғандин кейин, исраиллардин үч миң алдинқи қатарлиқ ләшкәрни таллап, Давут билән униң адәмлирини издәп «явайи текә» қия ташлириниң йениға кәлди. | |
I Sa | UyCyr | 24:4 | Саул йол бойида қой қотанлири бар йәргә кәлгәндә, бир ғарни көрүп, һаҗәт қилғили кирди. Давут вә униң адәмлири дәл шу ғарниң ичкирисидә йошурунуп турған еди. | |
I Sa | UyCyr | 24:5 | Давутниң адәмлири униңға: — Пәрвәрдигар сизгә: «Дүшминиңни өз қолуңға тапшуримән, қандақ қилишни халисаң, шундақ қил» дегән еди, қараң, мана бүгүн шу пәйт кәлди! — деди. Давут аста қопуп Саулниң тониниң етигидин туйдурмай бир парчә кесивалди, | |
I Sa | UyCyr | 24:7 | — Пәрвәрдигар мени Өзи таллиған падишаға қол тәккүзүшүмдин сақлисун, ғоҗайинимға зиян-зәхмәт йәткүзсәм һәргиз болмайду, чүнки у Пәрвәрдигар таллиған падишадур, — деди у адәмлиригә. | |
I Sa | UyCyr | 24:8 | Давут шундақ дәп өз адәмлиригә сөкүш берип, уларниң Саулға зиян-зәхмәт йәткүзүшигә иҗазәт бәрмиди. Саул ғардин чиқип өз йолиға раван болди. | |
I Sa | UyCyr | 24:9 | Шуниң билән Давутму ғардин чиқти вә Саулниң арқисидин: — Һәй падиша алийлири! — дәп Саулни чақирди. Саул бурулуп, Давутниң йәргә баш қоюп, өзигә тазим қиливатқанлиғини көрди. | |
I Sa | UyCyr | 24:10 | Давут Саулға мундақ деди: — Немишкә кишиләрниң: «Давут сизгә зиян-зәхмәт йәткүзмәкчи болуватиду», дегән гәплиригә қулақ селип жүрисиз? | |
I Sa | UyCyr | 24:11 | Мана бүгүн өз көзүңиз билән көрдиңиз, Пәрвәрдигар ғарда сизни қолумға тапшурған еди, бәзиләр «өлтүр» деди, лекин мән сизни кәчүрдүм. Мән уларға: «Пәрвәрдигар таллиған падиша алийлириға зиян-зәхмәт йәткүзсәм болмайду», дедим. | |
I Sa | UyCyr | 24:12 | Һәй ата, қарап беқиңа, етигиңизниң бир парчиси мана мениң қолумда турупту, сизни өлтүрмәй етигиңизнила кесивалғанлиғимдин мәндә йә яманлиқ, йә гунаниң йоқлуғини биливалалайсиз. Гәрчә мән сизгә қилчилик яман нийәттә болмиған болсамму, лекин сиз мениң җенимни елиш қәстидә болуватисиз. | |
I Sa | UyCyr | 24:13 | Кимниң тоғра, кимниң хата қилғанлиғиға Пәрвәрдигар һөкүм чиқарғай, Пәрвәрдигар мән үчүн сиздин интиқам алғай, мән сизгә қол тәккүзмәймән. | |
I Sa | UyCyr | 24:14 | «Яманлиқ яманлардин келәр» дегән мақал бар, шуңа мән сизгә зиян-зәхмәт йәткүзмәймән. | |
I Sa | UyCyr | 24:15 | Исраилларниң падишаси кимни тутқили чиқипту? Сиз кимни қоғлап жүрисиз? Әмәлиятта қоғлап жүргиниңиз бир өлүк ишт, кичиккинә бир бүргә, халас! | |
I Sa | UyCyr | 24:16 | Пәрвәрдигар иккимизниң оттурисида сотчи болуп, һәқ-наһәққә һөкүм чиқарсун, ишни тәкшүрүп, мени ақлисун вә мени сизниң қолуңиздин қутқузсун! | |
I Sa | UyCyr | 24:17 | Давутниң сөзи түгигәндин кейин, Саул: — Оғлум Давут! Бу расттинла сәнму? — деди вә қаттиқ жиғлап кәтти. | |
I Sa | UyCyr | 24:18 | — Сән тоғра қилдиң, мән болсам хаталаштим. Мән саңа яманлиқ қилғантим, амма сән маңа яхшилиқ қилдиң! | |
I Sa | UyCyr | 24:19 | Бүгүн сән маңа яманлиқ қилмайдиғанлиғиңни испатлидиң. Гәрчә Пәрвәрдигар бүгүн мени сениң қолуңға тапшурған болсиму, лекин сән мени өлтүрмидиң. | |
I Sa | UyCyr | 24:20 | Кимму сәндәк өз дүшминини тутувелип, униңға ақ йол тиләп йолға салиду? Пәрвәрдигар сениң бүгүн маңа қилған яхшилиғиң үчүн саңа яхшилиқ яндурғай! | |
I Sa | UyCyr | 24:21 | Әнди мән сениң чоқум падиша болидиғанлиғиңни, Исраилниң падишалиғи сениң қолуңда мустәһкәмлинидиғанлиғини билдим. | |
I Sa | UyCyr | 24:22 | Сән һазир мән өлгәндин кейин, мениң вә ата җамаитимниң наминиң пүтүнләй өчүп кәтмәслиги үчүн, мениң әвлатлиримни қурутувәтмәйдиғанлиғиң һәққидә Пәрвәрдигарниң алдида қәсәм қил! | |
Chapter 25
I Sa | UyCyr | 25:1 | Самуил аләмдин өтти. Пүтүн исраиллар жиғилип матәм тутуп, уни өз жути Рамаһта дәпнә қилди. Давут болса Паран чөлигә кәтти. | |
I Sa | UyCyr | 25:2 | Калиб қәбилисидин болған маонлуқ Набал исимлиқ бир адәм бар еди. У қәвәтла бай адәм болуп, үч миң қойи, бир миң өшкиси бар еди. Униң мал-дунияси Кармәл шәһиридә еди. Набалниң Абигал исимлиқ аяли болуп, у һәм әқиллиқ, һәм чирайлиқ еди. Лекин Набал болса мүҗәзи толиму чос, тоң адәм еди. Бир күни у Кармәлдә қойлириниң жуңини қирқивататти. | |
I Sa | UyCyr | 25:3 | Калиб қәбилисидин болған маонлуқ Набал исимлиқ бир адәм бар еди. У қәвәтла бай адәм болуп, үч миң қойи, бир миң өшкиси бар еди. Униң мал-дунияси Кармәл шәһиридә еди. Набалниң Абигал исимлиқ аяли болуп, у һәм әқиллиқ, һәм чирайлиқ еди. Лекин Набал болса мүҗәзи толиму чос, тоң адәм еди. Бир күни у Кармәлдә қойлириниң жуңини қирқивататти. | |
I Sa | UyCyr | 25:5 | жигитлиридин онни әвәтип, уларға мундақ дәп тапилиди: — Силәр Кармәлгә берип Набал билән көрүшүңлар, мәндин униңға салам ейтиңлар | |
I Sa | UyCyr | 25:6 | вә мени: «Өзлиригә, аилилиригә вә силигә тәвә болғанларға тән саламәтлик вә молчилиқ тиләймән. | |
I Sa | UyCyr | 25:7 | Аңлисам қойлириниң жуңлирини қирқиветиптила, өзлириниң малчилири биз билән Кармәлдә барди-кәлди қилғанда, уларға һеч зиян йәткүзмигәнтуқ, улар һеч нәрсисини йоқатмиған еди. | |
I Sa | UyCyr | 25:8 | Адәмлиридин сорап бақсила, улар ейтип бериду. Биз өзлириниң алдилирида илтипатқа еришкәймиз. Хизмәткарлирим һозурлириға мәйрәм күнлири йетип барди, бу хизмәткарлириңизға, шундақла оғуллири Давутқа қоллиридин келишичә ярдәм көрсәткәйла, деди», дәңлар. | |
I Sa | UyCyr | 25:9 | Давут әвәткән жигитләр келип, Давутниң намида бу гәпләрни Набалға ейтип, җавап күтүп турди. | |
I Sa | UyCyr | 25:10 | Лекин Набал Давутниң жигитлиригә мундақ җавап бәрди: — Ким у Давут дегән? Ким у Йишайниң оғли дегән? Бу күнләрдә өз ғоҗайинлиридин қечип жүргән хизмәткарлар наһайити көп. | |
I Sa | UyCyr | 25:11 | Мән қандақсигә аш-ненимни вә қойлиримниң жуңини қирқиватқанларға дәп сойған малниң гөшини нәдин кәлгәнлиги намәлум болған бирлиригә берәй? | |
I Sa | UyCyr | 25:12 | Давут әвәткән жигитләр бу гәпләрни аңлап, кәйнигә бурулуп қайтип кәтти. Улар Давутниң йениға берип, униңға Набалниң сөзлирини әйнән йәткүзди. | |
I Sa | UyCyr | 25:13 | Давут адәмлиригә: — Һәрбириңлар қиличлириңларни есиңлар, — деди. Шуниң билән һәммиси қиличлирини есишти, Давутниң өзиму қиличини асти. Икки йүз адәм ярақ-җабдуқларни сақлашқа қелип, төрт йүзчә адәм Давут билән йолға чиқти. | |
I Sa | UyCyr | 25:14 | Бу ишлар болуватқанда, Набалниң бир хизмәткари Набалниң аяли Абигалға: — Қарисила, Давут чөлдин ғоҗайинимизға саламға әлчи әвәтиптикән, ғоҗайинимиз уларни һақарәтләпту. | |
I Sa | UyCyr | 25:15 | Лекин улар бизгә наһайити яхши муамилә қилған. Биз чөл-баяванда улар билән барди-кәлди қилғинимизда, улар бизгә һеч зиян йәткүзмигәнти, биз һеч нәрсимизни йоқатмиған едуқ. | |
I Sa | UyCyr | 25:16 | Биз улар билән биллә болуп, қойлиримизни беқип жүргән күнләрдә, улар бизни кечә-күндүз тамдәк қоғдиған еди. | |
I Sa | UyCyr | 25:17 | Әнди немә қилиш керәклигини өзлири ойлинип бақсила, ғоҗайинимиз вә униң пүтүн аилисиниң бешиға бала-қаза келиш алдида турупту, ғоҗайинимизниң мүҗәзи бәк яман, у һечкимниң гепини аңлимайду, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 25:18 | Абигал дәрһал икки йүз нан, икки тулум шарап, пиширилған бәш қойниң гөши, икки халта қомач, йүз очум кишмиш вә икки йүз әнҗир қеқи тәйярлап, ешәкләргә артип, | |
I Sa | UyCyr | 25:19 | хизмәткарлириға: — Силәр меңивериңлар, мән кәйниңлардин баримән, — деди. Лекин у бу ишни ери Набалға ейтмиди. | |
I Sa | UyCyr | 25:20 | Абигал ешигигә минип, тағниң әгмисидин чүшүватқанда, қарши тәрәптин келиватқан Давут вә униң адәмлиригә дуч келип қалди. | |
I Sa | UyCyr | 25:21 | Давут адәмлиригә мундақ дәвататти: — Мениң чөл-баяванда бу кишиниң маллирини сақлап, униң нәрсилиридин һечнемисини йоқатмиғанлиғим бекар бопту, қараңлар униң яхшилиққа яманлиқ қайтурғинини. | |
I Sa | UyCyr | 25:22 | Хәп, әтә таң атқичә бу адәмгә тәвә әркәк затидин бирәрсини тирик қалдуридиған болсам, Пәрвәрдигар мени еғир җазалиғай! | |
I Sa | UyCyr | 25:23 | Абигал Давутни көрүп дәрһал ешигидин чүшүп, униң алдиға келип, йәргә баш қоюп, тазим қилди. | |
I Sa | UyCyr | 25:24 | У йәнә Давутниң пути алдида тизлинип: — Тәхсир, бу гуна маңа артилсун, кенизәклиригә иҗазәт бәргәйла, сөз қилғили қоюп, сөзигә қулақ салғайла. | |
I Sa | UyCyr | 25:25 | Тәхсир, сили мүҗәзи чос Набалға етивар қилмиғайла, чүнки у өз исминиң мәнасидәк ахмақ адәм («Набал» ахмақ дегән мәнада), мәнки, кенизәклири сили әвәткән жигитләрни көрмәй қаптимән. | |
I Sa | UyCyr | 25:26 | Һәй тәхсирим, әнди мән мәңгү һаят Пәрвәрдигар алдида силиниң җанлири билән қәсәм қилип ейтимәнки, Пәрвәрдигар силиниң қан төкүшлиригә, шундақла өз қоллири билән өч елишлириға йол қоймиди, шуңа силиниң дүшмәнлири вә силигә зиян-зәхмәт йәткүзгүчиләрниң һәммисигә дәл шу Набалниң күни кәлгәй. | |
I Sa | UyCyr | 25:27 | Әнди кенизәклири елип кәлгән соғатларни қобул қилғайла вә өзлири билән кәлгән жигитләргә бәргәйла. | |
I Sa | UyCyr | 25:28 | Кенизәклириниң гуналирини кәчүрүшлирини өтүнимән. Пәрвәрдигар өзлиригә әвлаттин-әвлатқичә мустәһкәм туридиған падишалиқ ата қилиду, чүнки өзлири Пәрвәрдигар үчүн җәң қилип келиватила. Шуниңға ишинимәнки, өмүрлириниң ахириғичә һечбир яманлиқ қилмайдила. | |
I Sa | UyCyr | 25:29 | Бирәрси силини өлтүрүш үчүн кәйнилиригә чүшсиму, Пәрвәрдигар Худалири җанлирини көз қаричуғидәк сақлайду, дүшмәнлириниң җанлирини салғиға селип атқан таштәк пеқиритип етиветиду. | |
I Sa | UyCyr | 25:30 | Пәрвәрдигар силигә вәдә қилғанлириниң һәммисини бәҗа кәлтүрүп, силини Исраилға баш қилған чағда, | |
I Sa | UyCyr | 25:31 | «Өзәм үчүн өч елип, бегуна кишиләрниң қенини төктүм», дәп виҗданлири алдида беарам болушлириниң һаҗити йоқ. Пәрвәрдигар силигә бәхит-саадәт ата қилғанда, кенизәклирини унтуп қалмиғайла, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 25:32 | Давут Абигалға: — Сизни бүгүн мениң алдимға әвәткән Пәрвәрдигарға, йәни исраилларни таллиған Худаға һәмдусаналар болсун! | |
I Sa | UyCyr | 25:33 | Әқлиңиз үчүн вә мени өз қолум билән өч елип, бегуна қан төкүштин сақлап қалғанлиғиңиз үчүн Худа сизгә бәхит ата қилғай! | |
I Sa | UyCyr | 25:34 | Пәрвәрдигар мениң сизгә зиян-зәхмәт йәткүзүшүмниң алдини алди. Исраилларни таллиған Худа — мәңгү һаят Пәрвәрдигар алдида қәсәм қилимәнки, мабада сиз мениң алдимға тез кәлмигән болсиңиз, әтә таң атқичә Набалниң адәмлиридин бирму әркәк зати тирик қалмиған болатти, — деди вә | |
I Sa | UyCyr | 25:35 | Абигал елип кәлгән соғатларни қобул қилди. — Сөзүңизни тиңшап, илтиҗайиңизни қобул қилдим, әнди аман-есән өйүңизгә қайтиң, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 25:36 | Абигал өйигә қайтип кәлгәндә, Набал өйидә худди падишадәк чоң зияпәт өткүзүвататти. У һарақ ичип қаттиқ мәс болуп, хошал-хорамлиқта еди, шуңа Абигал әтиси таң атқичә униңға һечнемә демиди. | |
I Sa | UyCyr | 25:37 | Әтиси әтигәндә Набалниң мәслиги қайтқан чағда, аяли униңға болуп өткән ишларниң һәммисини дәп бәрди. Набал буларни аңлап мейисигә қан кетип, паләч болуп қалди. | |
I Sa | UyCyr | 25:39 | Давут Набалниң өлгәнлигини аңлиғанда: — Пәрвәрдигарға һәмдусаналар болсун, Набал мени һақарәт қилғанти, Пәрвәрдигар Өзи мени ақлапту һәм мени гуна қилиштин сақлапту. У Набалниң яманлиғиниму өз бешиға қайтурупту! — деди. Шуниңдин кейин Давут ариға адәм селип Абигалға өйлиниш нийитини билдүрди. | |
I Sa | UyCyr | 25:40 | Давутниң адәмлири Кармәлгә берип, Абигал билән көрүшүп: — Давут сизни әмримгә алсам дәп, бизни әлчиликкә әвәтти, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 25:41 | Абигал йәргә баш қоюп, тазим қилип, уларға: — Мән ғоҗамниң кенизиги болуп, униң хизмәткарлириниң путини жуюшқиму тәйярмән, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 25:42 | Абигал дәрһал җабдунуп, ешигигә минип, бәш кенизигини елип, Давутниң әлчилири билән биллә берип, Давутқа ятлиқ болди. | |
I Sa | UyCyr | 25:43 | Һалбуки, Давут йизриәллик Ахиноамниму әмригә алғанти, шу тәриқидә Давут икки хотунлуқ болди. | |
Chapter 26
I Sa | UyCyr | 26:1 | Бир нәччә зифлиқлар Гибъаһқа келип, Саул билән көрүшүп: — Давут Йешимон чөлиниң четидики Хакила дегән егизликтә йошурунуп жүриду, — дейишти. | |
I Sa | UyCyr | 26:2 | Буни аңлиған Саул дәрһал исраиллардин үч миң алдинқи қатарлиқ ләшкәрни таллап, Давутни издәш үчүн Зиф чөлигә атланди. | |
I Sa | UyCyr | 26:3 | Саул Хакила егизлигиниң йенидики йол бойиға баргаһ қурди. Давут у чағда йәнила чөлдә еди, у Саулниң чөлдә өзиниң кәйнигә чүшкәнлигини аңлап, | |
I Sa | UyCyr | 26:5 | Давут дәрһал Саул баргаһ қурған йәргә берип, Саулниң вә қошуниниң беши Нерниң оғли Абнерниң ятқан йерини көрди. Саул баргаһниң оттурисида, ләшкәрлири болса униң әтрапида ятқан еди. | |
I Sa | UyCyr | 26:6 | Давут Ахимәләк билән Абишайдин: — Қайсиңлар мән билән Саулниң баргаһиға барисиләр? — дәп сориведи, Абишай: — Мән өзәм сиз билән баримән, — деди. Ахимәләк хит хәлқидин еди, Абишай Йоабниң акиси болуп, уларниң аниси Зируя еди. | |
I Sa | UyCyr | 26:7 | Шу күни кечиси Давут билән Абишай иккиси баргаһқа берип, Саулниң баргаһниң оттурисида ухлаватқанлиғини, бешиниң йенида нәйзисиниң йәргә санчиқлиқ турғанлиғини, Абнер билән ләшкәрләрниң униң чөрисидә ятқанлиғини көрди. | |
I Sa | UyCyr | 26:8 | Абишай Давутқа: — Бүгүн Пәрвәрдигар дүшминиңизни қолуңизға тапшурупту. Әнди иҗазәт бериң, уни нәйзә билән йәргә миқлап қояй. Бирла санчисам болди, иккинчи санчишимниң һаҗити йоқ! — деди. | |
I Sa | UyCyr | 26:9 | — Яқ, уни өлтүргүчи болма! — деди Давут Абишайға, — кимму Пәрвәрдигар таллиған падишаға қол тәккүзүп, гунасиз қалсун? | |
I Sa | UyCyr | 26:10 | Мән мәңгү һаят Пәрвәрдигар алдида қәсәм ичимәнки, Пәрвәрдигар Өзи Саулниң җенини алиду. У яки күни тошуп аләмдин өтиду, яки җәңдә һалак болиду. | |
I Sa | UyCyr | 26:11 | Пәрвәрдигар мени Өзи таллиған падишаға қол селишимдин сақлисун! Униң бешидики нәйзә билән су қачини елип кетәйли. | |
I Sa | UyCyr | 26:12 | Шуниң билән Давут Саулниң бешидики нәйзә билән су қачини алди вә у йәрдин кәтти. Уларни һечким көрмиди, һечким сәзмиди. Һәтта һечбири ойғанмиди. Чүнки Пәрвәрдигар уларни қаттиқ уйқиға ғәриқ қиливәткән еди. | |
I Sa | UyCyr | 26:13 | Шундақ қилип, Давут җилғиниң қарши тәрипигә өтүп дөңгә чиқти, уларниң арисида хели арилиқ бар еди. | |
I Sa | UyCyr | 26:14 | Давут Саулниң адәмлиригә вә Нерниң оғли Абнерға қарап вақириди: — Һәй Абнер, җавап бәрмәмсән? — Сән ким падишаға қарап вақирашқа җүръәт қилған? — деди Абнер. | |
I Sa | UyCyr | 26:15 | — Сән Исраилдики тәңдиши йоқ адәм әмәсмусән? — деди Давут Абнерға, — бирси ғоҗайиниң болған падиша алийлирини өлтүргили кирсә, сән немишкә падишани яхши қоғдимидиң? | |
I Sa | UyCyr | 26:16 | Бундақ қилғиниң яхши болмиди! Мән мәңгү һаят Пәрвәрдигар алдида қәсәм қилимәнки, ғоҗайиниңларни, йәни Пәрвәрдигар таллиған падишани яхши муһапизәт қилмиғанлиғиңлар үчүн һәммиңлар өлүмгә мәһкүмсиләр. Абнер, әнди қарап баққина, падишаниң бешидики нәйзә билән су қача нәдә? | |
I Sa | UyCyr | 26:17 | Саул Давутниң авазини тонуп, униңға: — Оғлум Давут! Бу расттинла сәнму? — деди. — Ләббәй, падиша алийлири, — дәп җавап бәрди Давут, | |
I Sa | UyCyr | 26:18 | — мән немә иш қилдим, немә яманлиқ өткүздүм? Ғоҗайинимниң мән, қуллирини қоғлап жүрүшидики сәвәп немә? | |
I Sa | UyCyr | 26:19 | Падиша алийлири, әнди мән, қуллириниң гепигә қулақ селип бақсиңиз! Әгәр сизниң маңа ғәзәплинишиңизгә Пәрвәрдигар сәвәп болған болса, қурванлиғим Пәрвәрдигарниң ирадисини өзгәрткәй; әгәр буни қиливатқанлар инсанлар болса, улар Пәрвәрдигар алдида қарғишқа кәткәй. Чүнки улар бу күнләрдә мени Пәрвәрдигарниң зиминидин һайдап, ят илаһларға чоқунидиған йәргә қоғлавәтти. | |
I Sa | UyCyr | 26:20 | Әнди мән падишайимдин қенимниң ят зиминда, йәни Пәрвәрдигарниң һозуридин жирақ йәрдә төкүлүшигә йол қоймаслиғини өтүнимән, исраиллар падишасиниң мени — кичиккинә бир бүргини издәп жүрүши, худди таққа оға чиққанларниң кәклик олиғинидәкла иштур. | |
I Sa | UyCyr | 26:21 | Саул мундақ деди: — Мән гуна қилдим, қайтип кәл, оғлум Давут! Бүгүн җенимни әзиз билгәнлигиң үчүн әнди иккинчи саңа зиян-зәхмәт йәткүзмәймән. Мән ахмақлиқ қилип, қаттиқ гуна қилиптимән. | |
I Sa | UyCyr | 26:23 | Пәрвәрдигар бүгүн падишайимиз болған сизни қолумға тапшурғанти, лекин мән Пәрвәрдигар таллиған падишаға қол тәккүзмидим. Пәрвәрдигар һәрбир адәмни униң адиллиғи вә садақәтлигигә яриша мукапатлайду. | |
I Sa | UyCyr | 26:24 | Бүгүн сизниң җениңиз мениң нәзиримдә әзиз билингәндәк, мениң җенимму Пәрвәрдигарниң нәзиридә әзиз билинсун вә мени барлиқ мүшкүллүкләрдин хали қилсун. | |
Chapter 27
I Sa | UyCyr | 27:1 | Һалбуки, Давут өз көңлидә: «Бир күни болмиса бир күни Саулниң қолида өлидиған охшаймән, униңдин көрә филистийәликләр зиминиға қечип кәткиним яхшидәк туриду, Саул мениң Исраил зиминида әмәслигимни билсә, үмүтсизлинип, мени издәп жүрмәс. Шундақ қилсам, униң қолидин қутулуп кетәрмән» дәп ойлиди-дә, | |
I Sa | UyCyr | 27:2 | алтә йүз адимини башлап, чегаридин өтүп, Маокниң оғли Гат падишаси Акишниң йениға паналанғили кәлди. | |
I Sa | UyCyr | 27:3 | Улар һәрқайсиси өзлириниң бала-җақилирини елип, Гатта Акишниң йениға җайлашти. Давутниң икки хотуни йизриәллик Ахиноам билән Набалдин тул қелип Давутқа тәккән кармәллик Абигалму уларниң ичидә еди. | |
I Sa | UyCyr | 27:5 | Давут Акишқа: — Әгәр мән, қуллири нәзәрлиридә илтипатқа лайиқ адәм болсам, әтраптики шәһәрләрдин яшашқа бир җай бәрсилә, қуллири қандақсигә өзлири билән пайтәхттә яшисун, — дегәнти, | |
I Sa | UyCyr | 27:6 | Акиш шу күнила Зиқлақ шәһирини униңға бәрди. Шу сәвәптин Зиқлақ шәһири таки һазирғичә Йәһудийә падишалириға тәвә болуп кәлмәктә. | |
I Sa | UyCyr | 27:8 | Бу җәриянда Давут өз адәмлири билән атлинип чиқип гишурлуқлар, гирзиләр вә амаләкләргә һуҗум қилип турди. Бу хәлиқләр Тилайимдин тартип Шурғичә, һәтта Мисирғичә болған җайларда яшап кәлгән еди. | |
I Sa | UyCyr | 27:9 | Давут уларға һуҗум қилғанда йә әр, йә аяллардин бириниму тирик қалдурматти. Қой, кала, төгә, ешәк вә кийим-кечәкләрни олҗа елип келип, Акиш билән көрүшәтти. | |
I Sa | UyCyr | 27:10 | Акиш: «Силәр бу қетим қәйәрләргә һуҗум қилдиңлар?» дәп сориса, Давут бәзидә: «Йәһуда қәбилисиниң чөлдики бир шәһиригә һуҗум қилдуқ» десә, бәзидә: «Йирахмиелларниң чөлдики бир шәһиригә һуҗум қилдуқ» яки: «Қенларниң чөлдики бир шәһиригә һуҗум қилдуқ», дәтти. | |
I Sa | UyCyr | 27:11 | Давут һечкимни Гатқа елип кәлмәтти. У өзиниң вә адәмлириниң қилған ишлириниң билинип қалмаслиғи үчүн, мәйли әр яки аял болсун тирик қалдурматти. Давут филистийәликләрниң зиминида турған чеғида давамлиқ шундақ қилатти. | |
Chapter 28
I Sa | UyCyr | 28:1 | Шу күнләрдә филистийәликләр исраиллар билән уруш қилиш үчүн қошунлирини жиғди. Акиш падиша Давутқа: — Биливелиң, сиз адәмлириңиз билән мән тәрәптә туруп җәң қилисиз, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 28:2 | — Мән, қуллириниң қандақ ишларни қилалайдиғанлиғимни әнди көрисилә, — деди Давут. — Ундақ болса, сизни өзәмгә мәңгү муһапизәтчи қилип тайинлаймән, — деди Акиш. | |
I Sa | UyCyr | 28:3 | Самуил аләмдин өткән, пүтүн исраиллар униңға матәм тутуп, уни өз жути Рамаһта дәпнә қилған чағлар еди. Саул палчи вә бахшиларни Исраилдин қоғлап чиқиривәткән еди. | |
I Sa | UyCyr | 28:4 | Филистийәликләр жиғилип, Шунемда баргаһ қурди; Саулму пүтүн исраилларни жиғип, Гилбовада баргаһ қурди. | |
I Sa | UyCyr | 28:6 | Саул Пәрвәрдигарға илтиҗа қилғанти, Пәрвәрдигар униңға йә чүш, йә «урим» вә «туммимлар» яки пәйғәмбәрләр арқилиқ җавап бәрмиди. | |
I Sa | UyCyr | 28:7 | Шуңа у әмәлдарлириға: — Маңа әрва чақиралайдиған бир аял тепип келиңлар, мән у арқилиқ өлгәнләрдин сорап бақай, — деди. — Ендорда әрва чақиралайдиған бир бахши аял бар, — деди әмәлдарлар. | |
I Sa | UyCyr | 28:8 | Шундақ қилип, Саул кийимлирини йеңилап, тәқ-турқини өзгәртип, икки адимини елип, кечиси һелиқи бахши аялниң қешиға барди. Саул униңға: — Илтимас қилай, мән үчүн әрвалардин мәслиһәт сорисиңиз, мән исмини ейтмақчи болған кишиниң роһини чақирип бәрсиңиз, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 28:9 | — Өзиңиз Саул падишаниң палчи вә бахшиларни зиминимиздин йоқитип, қоғлап чиқиривәткәнлигини билип туруп, немә үчүн җенимни қәстләп, мени өлүмгә тутуп бәрмәкчи болисиз? — деди бахши аял. | |
I Sa | UyCyr | 28:10 | — Мән мәңгү һаят Пәрвәрдигар алдида қәсәм қилимәнки, сиз бу иш түпәйли җазаға тартилмайсиз, — деди Саул бахши аялға. | |
I Sa | UyCyr | 28:11 | — Мән өзиңизгә кимни чақирип берәй? — деди бахши аял. — Маңа Самуилни чақирип бәрсиңиз, — деди Саул. | |
I Sa | UyCyr | 28:12 | Бахши аял Самуилни көрүп қаттиқ вақиривәтти вә Саул падишаға: — Немишкә мени алдидила? Сили Саул екәнлиғу, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 28:13 | Саул һелиқи бахши аялға: — Қорқма! Немини көрүватисән? — девиди. Бахши аял Саулға: — Мән бир әрваниң өлүкләр маканидин чиқип келиватқанлиғини көрүватимән, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 28:14 | — Униң тәқ-турқи қандақ екән? — дәп сориди Саул. — Бир мойсүпәт адәм чиқип келиватиду, учисиға тон кийивапту, — деди бахши аял. Саул буниң Самуил екәнлигини билип йәтти-дә, йәргә баш қоюп, тазим қилди. | |
I Sa | UyCyr | 28:15 | — Сән немишкә мени чақирип аварә қилисән? — деди Самуил. — Мән толиму ғәмкин болуп кетиватимән, — деди Саул, — чүнки филистийәликләр маңа қарши җәңгә чиқти, Пәрвәрдигарму мени рәт қилди, у йә пәйғәмбәрләр, йә чүш арқилиқ маңа җавап бәрмиди. Новәттә немә қилишим керәклигини билдүргәй дәп, өзәңни чақирдим. | |
I Sa | UyCyr | 28:16 | — Пәрвәрдигар сени ташлап, саңа дүшмән болған екән, әнди йәнә немидәп мәндин мәслиһәт сорап жүрисән? | |
I Sa | UyCyr | 28:17 | Пәрвәрдигар мән арқилиқ ейтқинини қилди. Падишалиқни қолуңдин тартивелип, Давутқа бәрди. | |
I Sa | UyCyr | 28:18 | Сән Пәрвәрдигарниң дегини бойичә иш қилип, амаләкләрни тәл-төкүз йоқитип, Униң күчлүк ғәзивини уларға йәткүзмигәнлигиң үчүн, Пәрвәрдигар сени бу күнгә қойди. | |
I Sa | UyCyr | 28:19 | Пәрвәрдигар әнди исраилларни сән билән қошуп филистийәликләрниң қолиға тапшуриду. Әтә сәнму, оғуллириңму мән билән биллә болисиләр. Пәрвәрдигар Исраил қошуниниму филистийәликләрниң қолиға тапшуриду, — деди Самуил. | |
I Sa | UyCyr | 28:20 | Саул Самуилниң сөзини аңлап шундақ қорқуп кәттики, йәргә жиқилип, сунайлинип йетип қалди. У йәнә келип бир кечә-күндүз ғиза йемигәнлиги үчүн һалсирап кәткән еди. | |
I Sa | UyCyr | 28:21 | Бахши аял Саулниң қешиға келип, униң қаттиқ қорқуп кәткәнлигини көрүп: — Қарисила, кәминә қуллири гәплиригә кирип, өлүмгә қаримай тапшуруқлирини орунлиди. | |
I Sa | UyCyr | 28:22 | Силиму қуллириниң сөзигә кирип алдилириға аз-паз ғиза кәлтүрүшүмгә рухсәт қилғайла, ғизалансила қувәтлинип йоллириға маңалайдила, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 28:23 | Саул унимай: — Яқ, йемәймән, — деди. Бирақ әмәлдарлириниң вә бахши аялниң ялвурушлиридин кейин, уларға мақул болуп орнидин туруп супиға келип олтарди. | |
I Sa | UyCyr | 28:24 | Бахши аял өйидики бодаватқан бир тайинчисини сойди. Андин хемир жуғирип, петир нан салди. | |
Chapter 29
I Sa | UyCyr | 29:1 | Филистийәликләр һәммә қошунлирини Афеққа жиғди, исраиллар болса Йизриәлдики булақ бойиға баргаһ қурди. | |
I Sa | UyCyr | 29:2 | Филистийәликләрниң бәглири ләшкәрлирини йүзгә, миңға бөлүп сәп түзүп, илгириләшкә башлиди. Давут вә униң адәмлири Акиш билән биллә униң қошуниниң арқа тәрипидә маңди. | |
I Sa | UyCyr | 29:3 | Бу чағда филистийәликләрниң ләшкәр башлири: — Бу ибранийларға бу йәрдә немә бар? — дейишти. — Бу Исраил падишаси Саулға әмәлдар болған Давутқу, хелидин бери йенимда жүриду. Мән тәрәпкә өткәндин бери, униңдин бирәр хаталиқ көрмидим, — деди Акиш уларға. | |
I Sa | UyCyr | 29:4 | Филистийәликләрниң ләшкәр башлири Акишқа хапа болуп: — Бу адәмни өзлири униңға аҗритип бәргән җайға қайтурувәткән болсила, у биз билән биргә җәңгә кирсә болмайду, у җәң мәйданида бизгә қарши чиқидиған дүшмән болуп қелиши мүмкин. У өзиниң ғоҗисини немә билән рази қилиду, дәл бизниң адәмлиримизниң каллисини елиш билән рази қилиду-дә! | |
I Sa | UyCyr | 29:5 | Бу Давутқу! Исраилдики аяллар: «Саул қирди миң-миңлап, Давут қирди он миңлап» дәп нахша ейтип, уссул ойнашмиғанмиди! — деди. | |
I Sa | UyCyr | 29:6 | Акиш Давутни чақиртип келип униңға: — Мән мәңгү һаят Пәрвәрдигар алдида қәсәм қилимәнки, сиз дурус адәм, җәңгә мән билән биллә чиқсиңиз яхши болатти. Сиз бу йәргә кәлгәндин бери сиздә бирәр хаталиқ көрмидим, лекин башқа бәглиримиз сизни халимайдикән. | |
I Sa | UyCyr | 29:7 | Әнди сиз қайтиң, аман-есән қайтип кетиң, бәглиримизниң нәзиридә яман болған ишларни қилип қоймаң, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 29:8 | — Қуллири немә хата иш қилипту? — деди Давут, — мән сили тәрәпкә өткән күндин тартип таки һазирғичә мәндин һечбир хаталиқ тапалмиған турсила, немишкә падиша алийлири билән биллә дүшмәнлиригә қарши җәң қилсам болмайдикән? | |
I Sa | UyCyr | 29:9 | — Билимән, сиз мениң нәзиримдә худди Худаниң пәриштисидәк яхши адәмсиз, амма филистийәлик ләшкәр башлиримиз: «Бу киши биз билән биллә җәңгә чиқса болмайду», дәп қарар чиқарди. | |
I Sa | UyCyr | 29:10 | Шуңа сиз вә сизгә әгишип кәлгәнләр әтә сәһәр туруп, таң етиши биләнла бу йәрдин кетиңлар, — дәп җавап бәрди Акиш. | |
Chapter 30
I Sa | UyCyr | 30:1 | Давут вә униң адәмлири үчинчи күни Зиқлақ шәһиригә йетип кәлди. Бу чағда амаләкләр Йәһуда зимининиң җәнубиға һуҗум қилған еди вә Зиқлақ шәһиригә от қоюп шәһәрни талан-тараҗ қилған еди. | |
I Sa | UyCyr | 30:2 | Шәһәрдики аялларни, мәртивиси жуқури яки төвән, һәммисини оғул-қизлири билән қошуп әсир қилип, бириниму өлтүрмәй өзлири билән елип кәткән еди. | |
I Sa | UyCyr | 30:3 | Давут вә униң адәмлири бу шәһәргә кәлгәндә, шәһәрниң көйдүрүветилгәнлигини, аяллири билән оғул-қизлириниң әсир қилинип кетилгәнлигини көрүп, | |
I Sa | UyCyr | 30:6 | Давут қаттиқ қийинчилиқта қалди, чүнки көпчилик өзлириниң оғул-қизлири үчүн әләмдә қелип, һәсрәт чәкмәктә еди, улар Давутни чалма-кесәк қилайли, дейишкән еди. Давут болса өз Пәрвәрдигари Худадин мәдәт тапти. | |
I Sa | UyCyr | 30:7 | Давут Худаниң ирадисини билиш үчүн Ахимәләкниң оғли роһаний Әбиятарға: — Ефодни әкәл, — деди. Әбиятар ефодни Давутқа әкелип бәрди. | |
I Sa | UyCyr | 30:8 | Давут Пәрвәрдигардин: — Мән бу қарақчиларни қоғлап барсам боларму, уларни туталармәнму? — дәп сориған еди. Пәрвәрдигардин: — Қоғла, чоқум туталайсән һәм әсирләрни қутқузалайсән, — дегән җавап кәлди. | |
I Sa | UyCyr | 30:9 | Шуниң билән Давут вә униңға әгәшкән алтә йүз киши йолға атланди. Улар Бисор җилғисиға йетип кәлгәндә, икки йүз адәм һерип қалғанлиқтин җилғидин өтәлмәй шу йәрдә қалди, Давут болса төрт йүз адәмни башлап давамлиқ илгирилиди. | |
I Sa | UyCyr | 30:10 | Шуниң билән Давут вә униңға әгәшкән алтә йүз киши йолға атланди. Улар Бисор җилғисиға йетип кәлгәндә, икки йүз адәм һерип қалғанлиқтин җилғидин өтәлмәй шу йәрдә қалди, Давут болса төрт йүз адәмни башлап давамлиқ илгирилиди. | |
I Sa | UyCyr | 30:11 | Давутниң адәмлири далада мисирлиқ бир адәмни учритип, уни Давутниң қешиға елип кәлди вә униңға йемәк-ичмәк | |
I Sa | UyCyr | 30:12 | һәм бир очум қурутқан әнҗир вә икки очум кишмиш бәрди. Ғизаланғандин кейин униң тенигә мағдир кирди. У үч кечә-күндүз ағзиға һечнемә салмиған еди. | |
I Sa | UyCyr | 30:13 | Давут униңдин: — Сән кимниң адимисән, қәйәрликсән? — дәп сориған еди, у: — Мән мисирлиқмән, амаләкләрдин болған бир адәмниң қулимән. Буниңдин үч күн илгири кесәл болуп қалғантим, ғоҗайиним мени далада ташлап кәтти. | |
I Sa | UyCyr | 30:14 | Биз киретләр, Калиб вә Йәһуда қәбилисидикиләр турған Йәһуда чөлидики шәһәрләргә һуҗум қилип киргәнтуқ һәм Зиқлақ шәһиригә от қоювәткәнтуқ, — дәп җавап бәрди. | |
I Sa | UyCyr | 30:15 | Давут униңдин: — Сән мени әшу қарақчиларниң йениға башлап бараламсән? — дәп сориғанти, у: — Мени өлтүрмәсликкә һәм ғоҗайинимға тапшуруп бәрмәсликкә Пәрвәрдигар алдида қәсәм ичсилә, мән силини әшу қарақчиларниң йениға башлап барай, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 30:16 | Шуниң билән у мисирлиқ Давут вә униң адәмлирини амаләкләрниң йениға башлап маңди. Қарақчилар һәммә йәрләргә йейилип, филистийәликләр вә Йәһуда зиминидин қолға чүшәргән чоң олҗилардин хуш болуп, йәп-ичишип, олҗиларға еришкәнликлирини тәбриклишивататти. | |
I Sa | UyCyr | 30:17 | Давут вә униң адәмлири әтиси күн чиқиши билән уларға һуҗум қилип, бир күн кәчкичә уларни шундақ қирдики, төгигә минип қачқан төрт йүз жигиттин башқа һечким қечип қутулалмиди. | |
I Sa | UyCyr | 30:18 | Давут амаләкләр әсиргә алған барлиқ адәмләр билән, олҗа қилған мал-мүлүкләрниң һәммисини қайтурувалди, җүмлидин икки аялиниму қутқузувалди. | |
I Sa | UyCyr | 30:19 | У әсир қилинған оғул-қизлириниң һәммисини вә олҗа қилинған мал-мүлүкләрниң һәтта бириниму қалдурмай қайтурувалди. | |
I Sa | UyCyr | 30:20 | Давут қой-кала падилириниму олҗа алди. Уларни униң адәмлири алдиға селип һайдап, «Бу Давутниң олҗилири» дәп вақириди. | |
I Sa | UyCyr | 30:21 | Шуниңдин кейин Давут һерип-чарчиғанлиғидин өзи билән маңалмай, Бисор җилғисида қелип қалған икки йүз адәмниң йениға қайтип кәлди. Улар Давут вә униң адәмлириниң алдиға чиқти, Давут көпчиликкә йеқинлап келип уларға салам қилди. | |
I Sa | UyCyr | 30:22 | Лекин Давут билән барғанларниң ичидики яримас, яман адәмләр: — Улар биз билән бармиғандикин, биз яндурувалған олҗидин уларға бөлүп бәрмәйли, улар өзлириниң хотун, бала-җақилиринила елип кәтсун, — дейишти. | |
I Sa | UyCyr | 30:23 | — Һәй бурадәрләр, бизни аман сақлап, қарақчиларни қолумизға тапшурған Пәрвәрдигар бизгә соға қилған мални уларға бөлүп бәрмисәк болмайду. | |
I Sa | UyCyr | 30:24 | Силәрниң бу гепиңларға ким қулақ салиду? Җәңгә чиққанлар билән ярақ-җабдуқларға қарашқа қалғанларниң үлүши охшаштур, һәммә нәрсә тәң бөлүнсун, — деди Давут вә | |
I Sa | UyCyr | 30:25 | дегәнлирини Исраилниң низами қилип бәкитти. Ушбу низам таки һазирғичә давам қилип кәлмәктә. | |
I Sa | UyCyr | 30:26 | Давут Зиқлақ шәһиригә қайтип кәлгәндә, олҗидин, достлириға йәни Йәһуда ақсақаллириға әвәтип: «Бу бизниң Пәрвәрдигарниң дүшмәнлиридин алған олҗимиз силәргә соға болсун», деди вә | |
I Sa | UyCyr | 30:29 | вә Ракал дегән йәрләрниң, шундақла йирахмиеллар вә қенлар яшайдиған һәрқайси шәһәрләрниң вә | |
Chapter 31
I Sa | UyCyr | 31:1 | Филистийәликләр исраиллар билән җәң қилишти. Нурғун исраиллар Гилбова теғида қаза болди, қалғанлири филистийәликләрдин қачти. | |
I Sa | UyCyr | 31:2 | Филистийәликләр Саул билән униң оғуллириниң арқисидин қоғлап, ахири Саулниң оғуллиридин Йонатан, Абинадаб, Малкишуваларни өлтүрди. | |
I Sa | UyCyr | 31:3 | Саулниң әтрапида җәң әвҗигә чиқти, шу пәйттә Саул дүшмән оқ-ячилири тәрипидин етилип, қаттиқ яриландурулди. | |
I Sa | UyCyr | 31:4 | Саул өзиниң қурал-ярақ көтәргүчисигә: — Қиличиңни суғур, мени өлтүрүвәт, әву хәтнисизләр келип, маңа қилич санчип мени хорлимисун, — деди. Қурал-ярақ көтәргүчи қаттиқ қорқуп кәткинидин ундақ қилишқа унимиди. Саул өзиниң қиличини суғуруп чиқирип, өзини қилич үстигә ташлиди. | |
I Sa | UyCyr | 31:5 | Қурал-ярақ көтәргүчи Саулниң өлгәнлигини көрүп, уму өзини қиличи үстигә ташлап өлди. | |
I Sa | UyCyr | 31:6 | Шуниң билән Саул, униң үч оғли, қурал-ярақ көтәргүчиси вә барлиқ адәмлири шу бир күн ичидә биллә өлди. | |
I Sa | UyCyr | 31:7 | Йизриәл җилғисиниң қарши тәрипидә вә Иордан дәриясиниң нерисида туруватқан исраиллар Исраил ләшкәрлириниң қачқанлиғини, Саул вә униң оғуллириниң өлгәнлигини көрүп, шәһәрлирини ташлап қачти. Андин филистийәликләр келип у шәһәрләргә олтирақлишип қалди. | |
I Sa | UyCyr | 31:8 | Әтиси филистийәликләр өлтүрүлгәнләрниң кийим-кечәклирини салдурувелишқа кәлгәндә, Саул билән униң үч оғлиниң Гилбова теғида өлүк һалда ятқанлиғини көрүп, | |
I Sa | UyCyr | 31:9 | Саулниң каллисини кесивелип, савут-дубулғилирини салдурувалди. Филистийәликләр өз зимининиң һәр тәрипигә чапармәнләрни әвәтип, өз бутханилириға вә хәлиққә хуш хәвәрни йәткүзди. | |
I Sa | UyCyr | 31:10 | Улар Саулниң савут-дубулғилирини Ашторәт дегән аял илаһниң бутханисиға қоюп, җәсидини Бәйтшан шәһириниң сепилиға миқлап қойди. | |
I Sa | UyCyr | 31:11 | Гилъадтики Ябеш шәһириниң аһалиси филистийәликләрниң Саулға қилғанлирини аңлиғанда, | |
I Sa | UyCyr | 31:12 | уларниң ичидики һәммә батурлар бир кечә йол меңип, Саул билән униң оғуллириниң җәсәтлирини Бәйтшанниң сепилидин елип чүшүп, Ябешқа апирип у йәрдә көйдүрди. | |