Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
ACTS
Up
Chapter 1
Acts UyCyr 1:1  Һөрмәтлик Теофилос: Дәсләпки хетимдә һәзрити Әйса Өзиниң вәзиписини башли­ған­дин тартип, таки асманға көтирилгичә қилған һәммә ишлирини вә бәргән барлиқ тәлимлирини баян қилған едим.
Acts UyCyr 1:2  У асманға көтири­лиш­тин илгири Худаниң Муқәддәс Роһиниң күч-қудрити билән Өзи таллиған әлчилиригә йол-йоруқларни бәргән еди.
Acts UyCyr 1:3  У өлүп, тирил­гәндин кейин қириқ күн ичидә уларға көп қетим көрүнүп, Өзиниң тирилдүрүлгәнлигиниң гумансиз екәнлигини нурғун дәлилләр билән испатлиған еди вә Худаниң Падишалиғиға даир сөзләрни қилған еди.
Acts UyCyr 1:4  Бир қетим һәзрити Әйса әлчиләр билән ғизалиниватқанда, уларға йол-йоруқ берип мундақ деди: — Йерусалим шәһиридин кәтмәй туруп, Мән силәргә ейтқинимдәк, Худа Атам силәргә беришни вәдә қилған Муқәддәс Роһни күтүң­лар.
Acts UyCyr 1:5  Чүнки Йәһия пәйғәмбәр кишиләрни суда чөмүлдүрди, силәр болсаң­лар бир нәччә күн ичидә Худаниң Муқәддәс Роһиға чөмдүрүлисиләр.
Acts UyCyr 1:6  Әлчиләр һәзрити Әйса билән җәм болған вақитта, Униңдин: — Әй Рәббимиз, шу вақитта Исраил падишалиғини әслигә кәлтүр­мәк­чимусиз? — дәп сориди.
Acts UyCyr 1:7  Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Худа Атам у вақит-саатни Өз һоқуқиға асасән бәлгүлигән. Силәр­ниң буни билишиңлар тегишлик әмәс.
Acts UyCyr 1:8  Бирақ шуни билишиңлар керәкки, Муқәддәс Роһ вуҗудуңларға чүшкәндә, силәр күч-қудрәткә толуп, Йерусалим, пүтүн Йәһудийә вә Самарийә өлкилири, һәтта дунияниң булуң-пушқақлириғичә Маңа гувачи болисиләр.
Acts UyCyr 1:9  Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилип болуп, уларниң көз алдидила асманға көтирилди. Бир парчә булутниң оравелиши билән, У көпчи­лик­ниң нәзәридин ғайип болди.
Acts UyCyr 1:10  У асманға көтирилгәндә, әлчиләр көзлирини көккә тикип қаришип қалди, тосаттин уларниң йенида ақ кийим кийгән адәм қияпити­дики икки периштә пәйда болуп:
Acts UyCyr 1:11  — Әй җәлилийәликләр, немишкә бу йәрдә асманға қарап тури­си­ләр? Һәзрити Әйса асманға чиқип кәтти, бирақ У қандақ көтирилгән болса, кәлгүсидә йәнә шундақ қайтип келиду, — деди.
Acts UyCyr 1:12  Шуниңдин кейин әлчиләр Йерусалимдин бир чақиримчә жирақ­лиқтики Зәйтун теғи дегән җайдин Йерусалимға қайтип кәлди.
Acts UyCyr 1:13  Улар шәһәргә кирип, өзлири туруватқан өйниң үстүнки қәвитидики һоҗриға чиқти. Уларниң арисида Петрус, Юһанна, Яқуп, Әндәр, Филип, Томас, Бартоломай, Мәтта, Һалпайниң оғли Яқуп, вәтәнпәр­вәр Симун вә башқа бир Яқупниң оғли Йәһудалар бар еди.
Acts UyCyr 1:14  Улар башқа мәсиһийләр билән дайим бир йәргә җәм болуп, бир нийәттә дуа-тилавәт қилишатти. Уларниң ичидә һәзрити Әйсаниң аниси Мәрийәм, һәзрити Әйсаға әгәшкән аяллар вә Униң инилириму бар еди.
Acts UyCyr 1:15  Шу күнләрниң биридә мәсиһийләрдин бир йүз жигирмигә йеқин киши җәм болушти. Уларниң ичидин Петрус өрә туруп мундақ деди:
Acts UyCyr 1:16  — Бурадәрләр! Һәзрити Әйсани тутуп бәргән Йәһуда һәққидә Муқәддәс Роһниң бурун падиша Давут арқилиқ алдин-ала ейтқан Муқәддәс Язмилардики сөзлири әмәлгә ешиши керәк еди.
Acts UyCyr 1:17  Йәһудаму биздәк бир әлчи болуп, биз билән биллә Худаниң хизмитидә болған еди.
Acts UyCyr 1:18  (Йәһуда қилған әскилиги төләмигә егә болған пулға бир парчә йәр сетивелип, шу йәрдә башчилап жиқилип, үчәй-қерини чугулуп өлди.
Acts UyCyr 1:19  Бу иштин хәвәр тапқан пүтүн Йерусалим аһалиси у йәрни өз тили билән «Һәқәлдәма» дәп аташти. Буниң мәнаси «қан төкүлгән йәр» демәктур.)
Acts UyCyr 1:20  Петрус сөзини давамлаштуруп мундақ деди: — Зәбурда падиша Давутниң Йәһудаға қаритилған мону сөзлири бар: «Униң өйи чөлгә айлансун, Униңда һеч ким олтармисун!» вә «Униң вәзиписини башқа бир киши үстигә алсун!»
Acts UyCyr 1:21  Шуниң үчүн Рәббимиз Әйсаниң тирилгәнлигигә биз билән тәң гувалиқ бериши үчүн, Йәһуданиң орниға бир кишини таллишимиз керәк. Бу киши һәзрити Әйса Йәһия пәйғәмбәрдин чөмүлдүрүшни қобул қилған күндин башлап, таки асманға көтирилгән күнгичә биз билән баштин ахир биллә болған кишиләрдин болсун, — деди.
Acts UyCyr 1:22  Шуниң үчүн Рәббимиз Әйсаниң тирилгәнлигигә биз билән тәң гувалиқ бериши үчүн, Йәһуданиң орниға бир кишини таллишимиз керәк. Бу киши һәзрити Әйса Йәһия пәйғәмбәрдин чөмүлдүрүшни қобул қилған күндин башлап, таки асманға көтирилгән күнгичә биз билән баштин ахир биллә болған кишиләрдин болсун, — деди.
Acts UyCyr 1:23  Шуниң билән көпчилик Йүсүп (ләқими Барсаба, грекчә исми Юстус) билән Матия дегән икки кишини алдиға чиқирип, мундақ дуа қилишти:
Acts UyCyr 1:24  — Әй Рәббимиз, һәммә адәмниң көңлидики йошурун ойи Саңа аян. Йәһуда өзиниң вәзиписини ташлап өлди вә өзигә тегиш­лик йәргә кәтти. Әнди у ташлавәткән әлчилик вәзиписигә егә болғучиға бу иккисидин қайсисини таллиғанлиғиңни көрсәткин.
Acts UyCyr 1:25  — Әй Рәббимиз, һәммә адәмниң көңлидики йошурун ойи Саңа аян. Йәһуда өзиниң вәзиписини ташлап өлди вә өзигә тегиш­лик йәргә кәтти. Әнди у ташлавәткән әлчилик вәзиписигә егә болғучиға бу иккисидин қайсисини таллиғанлиғиңни көрсәткин.
Acts UyCyr 1:26  Дуадин кейин улар бу икки кишигә чәк ташлаведи, чәк Матияға чиқти. Шуниң билән Матия он бир әлчиниң қатариға он иккинчиси болуп қошулди.
Chapter 2
Acts UyCyr 2:1  «Өтүп кетиш» һейтидин кейинки әллигинчи күни кәлгән «Ома» һейтида мәсиһийләрниң һәммиси Йерусалимда бир йәргә җәм болған еди.
Acts UyCyr 2:2  Асмандин туюқсиз гоя қаттиқ шамал чиққандәк бир аваз аңлинип, улар олтарған өйни қаплиди.
Acts UyCyr 2:3  Мәсиһийләрниң һәммиси өзлириниң үстигә худди от ялқунидәк бир нәрсиниң айрим-айрим чүшкәнлигини көрди.
Acts UyCyr 2:4  Уларниң һәммиси Худаниң Муқәддәс Роһиға чөмүп, У ата қилған алаһидә қабилийәт билән өзлиригә намәлум болған тилларда Худаға мәдһийә ейтишқа башлиди.
Acts UyCyr 2:5  У чағда Йерусалимда дуниядики һәр қайси дөләтләрдин кәлгән нурғун садақәтмән йәһудийларму бар еди.
Acts UyCyr 2:6  Улар бу авазни аңлап, мәсиһийләр бар йәргә җәм болушти һәм өзлириниң тиллирида сөзли­шиватқан мәсиһийләрни көрүп һаң қетип қелишти.
Acts UyCyr 2:7  Улар һәйран болуп: — Қараңлар, сөзлишиватқанлар җәлилийәликләр әмәсму?
Acts UyCyr 2:8  Улар қандақларчә бизниң тиллиримизда сөзлишәләйду?
Acts UyCyr 2:9  Аримизда Партия, Медия, Елам, Месопотамийә, Йәһудийә, Кападокия, Понтус, Асия,
Acts UyCyr 2:10  Фригийә, Памфилийә, Мисир, Ливийәниң Киринигә йеқин җайлиридин кәлгәнләр, Крит вә Әрәпстандин кәлгәнләрму бар! Йәнә Рим шәһиридин кәлгән йәһудийлар вә йәһудий диниға киргән башқа милләтләрму бар. Амма һәммимиз уларниң Худаниң қилған улуқ ишлирини бизниң тиллиримизда махтиғанлирини аңлаватимиз! — дейишти.
Acts UyCyr 2:11  Фригийә, Памфилийә, Мисир, Ливийәниң Киринигә йеқин җайлиридин кәлгәнләр, Крит вә Әрәпстандин кәлгәнләрму бар! Йәнә Рим шәһиридин кәлгән йәһудийлар вә йәһудий диниға киргән башқа милләтләрму бар. Амма һәммимиз уларниң Худаниң қилған улуқ ишлирини бизниң тиллиримизда махтиғанлирини аңлаватимиз! — дейишти.
Acts UyCyr 2:12  Улар тиңирқап қалғанлиғидин һәйранлиқ билән бир-биригә: — Бу зади қандақ ишту? — дейишти.
Acts UyCyr 2:13  Бәзиләр: — Булар убданла мәс болуп қапту! — дәп мәсқирә қилишти.
Acts UyCyr 2:14  Буни аңлиған Петрус башқа он бир әлчи билән биллә орнидин туруп, жуқури аваз билән көпчиликкә: — Әй Йерусалим аһалилири вә башқа йәһудий қериндашлар! Силәр­гә әһвални чүшәндүрүп өтәй, сөзлиримгә қулақ селиңлар.
Acts UyCyr 2:15  Силәр бизни мәс болуп қапту дәватамсиләр? Ундақ әмәс, техи әнди әтигән саат тоққуз болди.
Acts UyCyr 2:16  Һалбуки, Худа бурун бу иш һәққидә Йоел пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтип мундақ дегән:
Acts UyCyr 2:17  «Худа шуни вәдә қилдики: ‹ Мән ахир заманда һәммә инсанларни Муқәддәс Роһумға чөмдүримән. Оғул-қизлириңлар Мениң пәйғәмбәрлик сөзлиримни йәткүзиду. Сөзлирим жигитләргә ғайибанә аламәтләр, чоңларға чүшләр арқилиқ йәткүзүлиду.
Acts UyCyr 2:18  У күнләрдә барлиқ әр-аял хизмәткарлирим Роһумға чөмдүрүлүп, Мәндин кәлгән пәйғәмбәрлик сөзләрни сөзләйду.
Acts UyCyr 2:19  Сорақ қилидиған улуқ күн келиштин бурун, көктә карамәт көрситимән, йәр йүзидиму мөҗүзиләрни яритимән. Йәрдә қан, от вә қап-қара ис-түтәкләр көрүниду, көктә қуяш нури қараңғулуққа чөкүп, айму қан рәңгигә кириду.
Acts UyCyr 2:20  Сорақ қилидиған улуқ күн келиштин бурун, көктә карамәт көрситимән, йәр йүзидиму мөҗүзиләрни яритимән. Йәрдә қан, от вә қап-қара ис-түтәкләр көрүниду, көктә қуяш нури қараңғулуққа чөкүп, айму қан рәңгигә кириду.
Acts UyCyr 2:21  Пәрвәрдигардин ниҗатлиқ тиләйдиғанларниң һәммиси қутқузулиду › ».
Acts UyCyr 2:22  Әй исраил қериндашлар, сөзлиримгә қулақ селиңлар. Худа наси­рәлик Әйса арқилиқ араңларда көрсәткән мөҗүзә вә карамәтлири билән һәзрити Әйсани Өзиниң әвәткәнлигини испатлиған. Бу иш һәммиңларға мәлум.
Acts UyCyr 2:23  Һәзрити Әйса Худаниң алдин-ала билиши вә плани бойичә силәргә тапшурулди. Силәр Уни Худайимизға ишән­ми­гән яман адәмләргә тутуп берип, чапрас яғачқа миқлитип өлтүргүздүң­лар.
Acts UyCyr 2:24  Лекин У өлгәндин кейин, Худа Уни өлүмниң илкидин қутқузуп қайта тирилдүрди, чүнки өлүм Уни чирмавалалмиди.
Acts UyCyr 2:25  Падиша Давут Зәбурда У һәққидә алдин-ала мундақ ейтқан: «Мән Пәрвәрдигарниң дайим йенимда турғанлиғини билдим. Мән һәргиз тәврәнмәймән, чүнки У Мениң оң йенимда туруп, Маңа ярдәм бериду.
Acts UyCyr 2:26  Шуңа Мән Униңға хошаллиқ билән мәдһийә ейтимән. Өлсәмму теним үмүт ичидә туриду.
Acts UyCyr 2:27  Чүнки Сән Мени өлүкләр диярида ташлап қоймайсән. Сениң садиқ Хизмәткариңниң тениниңму чиришигә йол қоймайсән.
Acts UyCyr 2:28  Һәқиқий һаятлиққа йетәкләйдиған йолни Маңа көрсәттиң. Әнди Сән Мени һозуруңда хошаллиққа чөмдүрисән».
Acts UyCyr 2:29  Қериндашлар, силәргә ениқ ейталаймәнки, бу сөзләр чоқум падиша Давутниң өзигә қаритилмайду. Чүнки әҗдадимиз Давут аләмдин өтүп, йәргә көмүлди. Униң қәбри бүгүнгичә бу йәрдә сақланмақта.
Acts UyCyr 2:30  У болса пәйғәмбәр болуп, Худаниң униң тәхтигә өз әвладидин бирини варислиқ қилдурушқа қәсәм билән вәдә бәргәнлигини биләтти.
Acts UyCyr 2:31  Падиша Давут Худаниң алдин-ала ейтилғанлириниң чоқум әмәлгә ашурулидиғанлиғини билип, Қутқазғучи-Мәсиһниң өлгәндин кейин тирилдүрүлидиғанлиғини, йәни өлүкләр диярида ташлап қоюлмайдиғанлиғини вә тениниң чиримайдиғанлиғини ейтқан.
Acts UyCyr 2:32  Бу сөз Худа өлүмдин тирилдүргән һәзрити Әйсаға қаритилған болуп, биз бу ишниң гувачилири.
Acts UyCyr 2:33  Худа Уни тирилдүрүп, асманға елип чиқип кәткәндин кейин, Уни чоң шан-шәрәпкә егә қилип, Өзиниң оң йенида олтарғузди. Һәзрити Әйса Худа Ата вәдә қилған Муқәддәс Роһни Униңдин алди вә һазир көрүватқан, аңлаватқанлириңлардәк, бу Роһни бизләргә чүшәрди.
Acts UyCyr 2:34  Падиша Давут һәргиз асманға чиқмиған. Униң язған мону сөзли­риму Қутқазғучи-Мәсиһкә қаритилған: «Пәрвәрдигар Ғоҗайинимға ейттики: ‹ Мән Сениң дүшмәнлириңни Айиғиң астида дәссәткүчә, Мениң оң йенимда олтарғин! › »
Acts UyCyr 2:35  Падиша Давут һәргиз асманға чиқмиған. Униң язған мону сөзли­риму Қутқазғучи-Мәсиһкә қаритилған: «Пәрвәрдигар Ғоҗайинимға ейттики: ‹ Мән Сениң дүшмәнлириңни Айиғиң астида дәссәткүчә, Мениң оң йенимда олтарғин! › »
Acts UyCyr 2:36  Шуниң үчүн, әй исраил қериндашлар, шуни қәтъий билишиң­лар керәкки, Худа силәр чапрас яғачқа миқлап өлтүргән һәзрити Әйсани һәм Рәббимиз, һәм бизни гуналиримиздин азат қилидиған Қутқазғучи-Мәсиһ қилип тайинлиди! — деди.
Acts UyCyr 2:37  Петрусниң бу сөзлири аңлиғучиларға жүрәккә санчилған хән­җәр­дәк күчлүк тәгди. Улар қайил болғинидин Петрус вә башқа әлчиләрдин: — Қериндашлар, ундақта қутқузулуш үчүн қандақ қилишимиз керәк? — дәп сорашти.
Acts UyCyr 2:38  Петрус уларға мундақ җавап бәрди: — Гуналириңларниң кәчүрүм қилиниши үчүн, яман йолли­риң­лардин йенип, товва қилиңлар һәм Әйса Мәсиһкә ишәнгәнлигиңларни көрситиш үчүн чөмүлдүрүшни қобул қилиңлар. Шундақ қилсаңлар, Худа силәргә Муқәддәс Роһни ата қилиду.
Acts UyCyr 2:39  Бу вәдигә силәр вә силәр­ниң әвлатлириңлар һәм дунияниң булуң-пушқақлирида яшаватқан­ларму еришәләйду. Чүнки Рәббимиз Худа Өзи чақирған кишиләрниң һәммисигә Өзиниң Роһини ата қилиду.
Acts UyCyr 2:40  Петрус йәнә нурғун сөзләр билән уларни агаһландурди вә уларға: — Силәр өзәңларни Худаниң бу заманниң бузулуп кәткән киши­лиригә келидиған җазасидин қутулдуруңлар! — дәп агаһландурди.
Acts UyCyr 2:41  Нурғун кишиләр униң сөзлиригә ишинип, чөмүлдүрүшни қобул қилди. Шу күни үч миңчә киши мәсиһийләр җамаитигә қошулди.
Acts UyCyr 2:42  Улар башқа мәсиһийләр билән дайим җәм болушуп әлчиләрниң тәлимини аңлап, һәзрити Әйсани хатириләш үчүн нанни бөлүшүп йейишәтти вә дуа қилишатти.
Acts UyCyr 2:43  Әлчиләр нурғун мөҗүзә вә карамәтләрни көрсәтти. Халайиқни қорқунуч басти.
Acts UyCyr 2:44  Пүтүн мәсиһийләр давамлиқ биллә инақ яшап, сениң-мениң дейишмәй, бариға ортақ болушти.
Acts UyCyr 2:45  Мал-мүлүклирини сетип, пулини һәр кимниң еһтияҗиға қарап тәхсим қилишти.
Acts UyCyr 2:46  Һәр күни мәркизий ибадәтхана һойлисиға кирип, ибадәт қилишатти. Өйлиридиму хошал-хорамлиқ вә ақ көңүллүк билән бир-бирини меһман қилишип, һәзрити Әйсани хатириләш үчүн нанни бөлүшүп йейишәтти.
Acts UyCyr 2:47  Улар Худаға мәдһийә ейтишип, пүтүн шәһәрдикиләрниң һөрмитигә сазавәр болди. Худа һәр күни йеңи мәсиһийләрни уларниң арисиға қошатти.
Chapter 3
Acts UyCyr 3:1  Бир күни чүштин кейин саат үчләрдә, йәһудийлар адити бойичә мәркизий ибадәтханида дуа қилидиған вақитта, Петрус билән Юһаннаму ибадәтханиға барди.
Acts UyCyr 3:2  Улар мәркизий ибадәтханиға йеқинлашқанда, бир туғма току адәмму бу йәргә әкелиниватқан еди. Һәр күни кишиләр уни ибадәтханиға киргәнләрдин сәдиқә тиләп җан бақсун дәп, мәркизий ибадәтханиниң «Гөзәл дәрваза» дәп атилидиған ишиги алдиға әкелип қоятти.
Acts UyCyr 3:3  Току адәм Петрус билән Юһаннаниң мәркизий ибадәтханиға кирип кетиватқинини көрүп, улардин сәдиқә тилиди.
Acts UyCyr 3:4  Улар току адәмгә диққәт билән қариғандин кейин, Петрус: — Бизгә қара, — деди.
Acts UyCyr 3:5  Тиләмчи улардин бир нәрсә күтүп, көзлирини тикип қарап туратти.
Acts UyCyr 3:6  Бирақ Петрус униңға: — Мәндә алтун яки күмүч йоқ, лекин қолумда барини саңа берәй. Насирәлик Әйса Мәсиһниң нами билән буйруймәнки, орнуңдин туруп маң! — дедидә,
Acts UyCyr 3:7  уни оң қолидин тартип, йөләп турғузди. Шу ан у адәмниң пут вә ошуқ беғишлириға күч кирип,
Acts UyCyr 3:8  орнидин чачрап туруп меңишқа башлиди. У меңип вә сәкрәп, Худаға мәдһийә ейтқан һалда улар билән биллә мәркизий ибадәтхана һойлисиға кирди.
Acts UyCyr 3:9  Униң меңип Худаға мәдһийә ейтиватқинини көргән җамаәт
Acts UyCyr 3:10  униң мәркизий ибадәтханиниң «Гөзәл дәрвазиси» алдида тиләмчилик қилип олтиридиған һелиқи киши екәнлигини тонуп, һаң қетип қелишти.
Acts UyCyr 3:11  Һәммә адәм һелиқи пути сақайған адәмни көрүш үчүн ибадәт­ханидики «Сулайман пешайвини» дегән йәргә жүгрәп келишти. Улар униң сақ пети Петрус билән Юһаннаға чиң есилип турувалған­лиғини көрүп, һәйран болушти.
Acts UyCyr 3:12  Бу әһвални көргән Петрус халайиққа мундақ деди: — Исраил қериндашлар! Бу ишқа неманчә һәйран болисиләр? Бизгә неманчә тикилип қарайсиләр? Силәр бизни өз күч-қудрити яки садақәтмәнлигигә тайинип бу адәмни маңдурди, дәп ойламсиләр?
Acts UyCyr 3:13  Һәргиз ундақ әмәс! Һалбуки, Ибраһим, Исһақ, Яқуп қатарлиқ әҗдатлиримиз етиқат қилип кәлгән Худа Өзиниң Хизмәткари болған һәзрити Әйсаниң шан-шәривини намайән қилди. Силәр шу һәзрити Әйсани кеңәшмигә тутуп бәрдиңлар. Һаким Пилатус Уни қоюп бәрмәкчи болған болсиму, силәр Пилатусниң алдида Уни рәт қилип, «Өлтүрүш керәк!» дедиңлар.
Acts UyCyr 3:14  Муқәддәс вә адил болған һәзрити Әйсани рәт қилип, һаким Пилатустин Униң орниға бир қатилни қоюп беришни тәләп қилдиңлар.
Acts UyCyr 3:15  Шундақ қилип, һаятлиқни Яратқучини өлтүрдүңлар! Бирақ Худа Уни тирилдүрди. Биз мана бу вақиәниң гувачилири.
Acts UyCyr 3:16  Мана шу һәзрити Әйсаға болған ишәнчимиз билән бу току адәмгә күч кирди. Силәр көрүп турған вә тонуйдиған бу адәм бизниң һәзрити Әйсаға болған ишәнчимиз арқилиқ сапму-сақ болди. Силәрму буни көрдүңлар.
Acts UyCyr 3:17  Қериндашлар, мән ишинимәнки, силәр вә башлиқлириңлар һәз­рити Әйсаға шунчә яманлиқ қилғанда, өзәңларниң немә қиливатқанли­ғиң­ларни билмәттиңлар.
Acts UyCyr 3:18  Мана бу Худаниң Қутқазғучи-Мәсиһниң зиянкәшликкә учрап өлидиғанлиғи тоғрисида пәйғәмбәрләр арқи­лиқ алдин-ала ейтқанлириниң әмәлгә ашурулушидур.
Acts UyCyr 3:19  Шуниң үчүн һазир яман йоллириңлардин йенип, товва қилиңлар! Худаниң йолиға қайтиңлар! Шундақ қилғанда, Худа гуналириңларни кәчүрүм қилиду.
Acts UyCyr 3:20  У силәргә йеңи күч ата қилип, Өзи биз үчүн тайинлиған Қутқазғучи-Мәсиһ болған Әйсани қешиңларға қайтидин әвәтиду.
Acts UyCyr 3:21  Худа бурунқи заманларда муқәддәс пәйғәмбәрлири арқилиқ җакалиғинидәк, һәммә мәвҗудатлар йеңилинидиған вақит кәлгичә, һәзрити Әйса асманда туриду.
Acts UyCyr 3:22  Муса пәйғәмбәр һәзрити Әйса һәққидә мундақ дегән еди: «Пәрвәрдигариңлар Худа өз қериндашлириңлар арисидин маңа охшаш бир Пәйғәмбәр тикләйду. Униң сөзлиригә толуқ әмәл қилишиңлар керәк.
Acts UyCyr 3:23  Чүнки бу Пәйғәмбәрниң сөзини аңлимайдиғанлар Худаниң хәлқи қатаридин чиқирилип йоқитилиду».
Acts UyCyr 3:24  Дәрвәқә, Самуил пәйғәмбәр вә униңдин кейин келип, Худаниң сөзлирини йәткүзгән пәйғәмбәрләрниң һәммиси бу күнләрдә һәзрити Әйса тоғрисида йүз беридиған ишларниму алдин-ала ейтқан.
Acts UyCyr 3:25  Силәр бу пәйғәмбәрләрниң әвлатлирисиләр вә Худа әҗдадиңлар билән түзгән келишиминиң мирасхорлирисиләр. Чүнки Худа әҗдадимиз Ибраһимға: «Сениң әвладиң арқилиқ йәр йүзидики һәммә хәлиқләргә бәхит ата қилимән», дәп вәдә берип келишим қилған.
Acts UyCyr 3:26  Шуниң үчүн Худа һәр бириңларни яман йоллириңлардин қайтуруп, бәхит-саадәткә ериштүрүш үчүн, Хизмәткари һәзрити Әйсани тикләп, Уни авал силәргә әвәтти.
Chapter 4
Acts UyCyr 4:1  Петрус билән Юһанна халайиққа гәп қиливатқанда, бир нәччә мойсү­пәт роһанийлар, мәркизий ибадәтхана қаравуллириниң башлиғи вә садуқий диний еқимидики бир нәччиси келип қалди.
Acts UyCyr 4:2  Әлчиләр халайиққа: «Худа һәзрити Әйсани асас қилип, өлгәнләрни тирилдүриду», дәп тәлим бәргәнлиги үчүн, бу кишиләр интайин ғәзәпләнди.
Acts UyCyr 4:3  Шуңа улар Петрус билән Юһаннани тутқун қилди. Кәч кирип қалғанлиғи үчүн, улар кечичә тутуп турулди.
Acts UyCyr 4:4  Лекин әлчиләрниң тәлимлирини аңлиғанларниң көпи һәзрити Әйсаға ишәнди. Шундақ қилип, һәзрити Әйсаға әгишидиған әрләрниң санила бәш миңға йәтти.
Acts UyCyr 4:5  Әтиси йәһудийларниң кеңәшмисидики барлиқ башлиқ, ақсақал вә Тәврат устазлири Йерусалимда топланди.
Acts UyCyr 4:6  Уларниң арисида баш роһаний Һаннан, Қаяпа, Йәһия, Искәндәр вә баш роһанийниң башқа туққанлириму бар еди.
Acts UyCyr 4:7  Улар Петрус билән Юһаннани алдиға чақиртип: — Силәр бу ишни қайси күч-қудрәткә тайинип, кимниң нами билән қилдиңлар? — дәп сориди.
Acts UyCyr 4:8  Петрус Муқәддәс Роһқа чөмгән һалда мундақ деди: — Хәлқимизниң һөрмәтлик рәһбәрлири вә ақсақаллири!
Acts UyCyr 4:9  Әгәр биз бүгүн бу току адәмгә көрсәткән яхши иш һәм униң қандақ сақайтил­ған­лиғи сәвәплик сораққа тартилған болсақ,
Acts UyCyr 4:10  силәр вә пүтүн исраил хәлқи шуни билишиңлар керәкки, уни пүтүнләй сақайтип алдиңларда турғузған күч-қудрәт насирәлик Әйса Мәсиһниң күч-қудритидур! Силәр һәзрити Әйсани чапрас яғачқа миқлап өлтүргән болсаңларму, лекин Худа Уни өлүмдин тирилдүрди.
Acts UyCyr 4:11  Муқәддәс Язмиларда У һәққидә мундақ йезилған: «Қурулушчилар ташлавәткән бу Таш, Қурулушниң һул Теши болуп қалди». Һәзрити Әйса дәл шу «Таштур!»
Acts UyCyr 4:12  Пәқәт һәзрити Әйсала бизни қутқузалайду, чүнки пүткүл инсанийәт дуниясида һәзрити Әйсадин башқа Худа тайинлиған һеч қандақ Қутқазғучи йоқтур!
Acts UyCyr 4:13  Петрус билән Юһаннаниң бу җүръитини көргән кеңәшмә башлиқлири уларниң оқумиған адәттики адәмләрдин екәнлигини билип, һәйран болушти. Уларниң бурун һәзрити Әйса билән биллә болғанлиғиниму билди.
Acts UyCyr 4:14  Лекин сақийип кәткән һелиқи адәм Петрус билән Юһаннаниң йенида дәлил болуп туруватқанлиғи үчүн, улар һеч қандақ гәп яндуралмиди.
Acts UyCyr 4:15  Шуниң билән кеңәшмә башлиқлири уларни кеңәшмидин чиқишқа буйриди. Андин:
Acts UyCyr 4:16  — Буларни қандақ қилимиз? Улар көрсәткән әҗайип мөҗүзини пүткүл Йерусалим хәлқи билидикән, биз мундақ иш болмиған дейишкә амалсиз.
Acts UyCyr 4:17  Лекин бу ишниң хәлиқ ичидә техиму кәң тарқи­лип кәтмәслиги үчүн, уларға буниңдин кейин Әйса тоғрисида һеч кимгә бир немә демәсликкә агаһландуруш берәйли, — дәп мәслиһәт қилишти.
Acts UyCyr 4:18  Шундақ қилип, улар әлчиләрни чақиртип, қандақ болушидин қәтъий нәзәр буниңдин кейин һәзрити Әйсаниң намида сөзләп тәлим бәрмәсликни буйриди.
Acts UyCyr 4:19  Лекин Петрус билән Юһанна: — Худаниң алдида силәргә бойсунуш тоғриму яки Худағиму? Буниңға өзәңлар бир немә дәңлар!
Acts UyCyr 4:20  Амма биз көргән вә аңлиған­лиримизни ейтмай туралмаймиз! — дәп җавап бәрди.
Acts UyCyr 4:21  Кеңәшмә башлиқлири болса, халайиқтин қорқуп, әлчиләрни җазалашқа лайиқ сәвәп тапалмай, уларни техиму қаттиқ агаһлан­дуруп, қоюп бәрди. Чүнки халайиқ Худаға мәдһийә ейтиватқан болуп,
Acts UyCyr 4:22  буниң сәвәви қириқ жилдин бери току һелиқи адәмниң сақийип кәткәнлигидин еди.
Acts UyCyr 4:23  Петрус билән Юһанна қоюп берилгәндин кейин, башқа мәсиһий­ләр­ниң йениға қайтип келип, кеңәшмидики алий роһанийлар вә ақсақалларниң қилған сөзлирини көпчиликкә уқтурди.
Acts UyCyr 4:24  Мәсиһий­ләр буни аңлиғанда, бир нийәт, бир мәхсәттә Худаға мундақ дуа қилди: — Әй Егимиз, асман-зимин, деңиз-муһитларни вә улардики барлиқ мәвҗудатларни яратқан Өзәң.
Acts UyCyr 4:25  Сән Муқәддәс Роһ билән хизмәткариң болған әҗдадимиз падиша Давут арқилиқ мундақ дегәнғу: «Немә үчүн капирлар Худадин ғәзәплинидиғанду? Немә үчүн хәқләр бекардин-бекар сүйиқәст қилидиғанду?
Acts UyCyr 4:26  Дуниядики падишалар сәп тартип, Худа вә У тайинлиған Қутқазғучисиға қарши җәм болушти».
Acts UyCyr 4:27  Дәл шу әһвал бизниң шәһиримиздә йүз бәрди! Һирод хан билән һаким Пилатус римлиқ ләшкәрләр вә исраил хәлқи билән бир­лишип, муқәддәс Хизмәткариң, Өзәң тайинлиған Қутқазғучи Әйсаға қарши топланди.
Acts UyCyr 4:28  Улар билмәстинла Өз күч-қудритиң вә ирадәң билән бурунла орунлаштурған ишларни әмәлгә ашурди.
Acts UyCyr 4:29  Әй Рәббимиз, әнди уларниң Сениң хизмәткарлириң болған бизгә селиватқан қорқунучлирини көргәйсән! Сөзлириңни жүрәклик йәткүзүшимизгә мәдәт бәргәйсән.
Acts UyCyr 4:30  Өз қудритиңни көрситип, муқәд­дәс Хизмәткариң Әйсаниң намидин кесәлләрни сақайтип, мөҗүзә вә карамәтләр яратқайсән.
Acts UyCyr 4:31  Уларниң дуалири аяқлашқанда, уларниң турған йери тәвринип кәтти. Улар Муқәддәс Роһқа чөмүп, Худаниң сөзлирини жүрәклик йәткүзүшкә башлиди.
Acts UyCyr 4:32  Мәсиһийләр бир нийәттә, бир мәхсәттә еди. Һеч ким өзигә тегишлик пул-мелини «өзәмниң» демәтти, бариға ортақ еди.
Acts UyCyr 4:33  Әлчиләр Худаниң зор күч-қудрити билән Рәббимиз Әйсаниң тирилгәнлигигә гувалиқ берәтти. Худа уларниң һәммисигә мол бәхит ата қилған еди.
Acts UyCyr 4:34  Уларниң һеч немигә һаҗити чүшмәтти, чүнки бәзиләр йәр-зимини, өй-җайини сетип,
Acts UyCyr 4:35  пулини әлчиләргә тапшуратти. Әлчиләр пулни һәр кимниң еһтияҗиға қарап тәхсим қилатти.
Acts UyCyr 4:36  Мәсилән, мәркизий ибадәтханида ишләйдиған лавийлардин Сипруста туғулған Йүсүп исимлиқ бир мәсиһий бар еди. Әлчиләр уни Барнаба, йәни «илһамландурғучи» дәп ататти.
Acts UyCyr 4:37  Уму өзиниң бир парчә етизини сетип, пулини әлчиләргә тапшурди.
Chapter 5
Acts UyCyr 5:1  Һанания исимлиқ йәнә бир адәмму аяли Сәпирә билән бир парчә йерини сатти.
Acts UyCyr 5:2  Һанания бир қисим пулни өзигә қалдурди, ашқан пулни «Йеримизниң һәммә пули мошу», дәп әлчиләргә тапшурди. Аялиму буниңдин толуқ хәвәрдар еди.
Acts UyCyr 5:3  Петрус униңға: — Һанания, немишкә ичиңгә шәйтанни киргүзүп, йәр сатқан пулниң бир қисмини өзәңгә қалдуруш билән Муқәддәс Роһқа ялған ейттиң?
Acts UyCyr 5:4  Йәр сетилмиғанда сениң еди, сетилғандин кейин пулму өзәңниң. Шундақ туруп, йәнә немишкә ғәрәзлик һалда: «Пулниң һәммиси мошу», дәп кәлдиң? Сән инсанғила әмәс, Худағиму ялған ейттиң! — деди.
Acts UyCyr 5:5  Һанания бу сөзни аңлиған һаман жиқилип, җан үзди. Бу ишни аңлиғучилар бәк қорқушуп кәтти.
Acts UyCyr 5:6  Яшлардин бир нәччиси кирип, җәсәтни кепинләп, сиртқа апирип дәпнә қилди.
Acts UyCyr 5:7  Тәхминән үч сааттин кейин, Һананияниң аяли кирип кәлди. Бирақ у болған вақиәдин техи хәвәр тапмиған еди.
Acts UyCyr 5:8  Петрус униңдин: — Маңа ейтиң, силәр йәр сатқан пулниң һәммиси мошуму? — дәп сориди. — Шундақ, һәммиси шу, — дәп җавап бәрди у.
Acts UyCyr 5:9  Петрус: — Силәр немә үчүн Муқәддәс Роһни синап тил бириктүрдүңлар? Қараң, ериңизни дәпнә қилип кәлгәнләр ишик алдида туриду, улар сизниму әкетиду, — деди.
Acts UyCyr 5:10  Уму шу ан Петрусниң алдиға жиқилип, җан бәрди. Һелиқи яшлар кирип, униң өлгәнлигини көрүп, униму елип берип, ериниң йениға дәпнә қилди.
Acts UyCyr 5:11  Пүтүн мәсиһийләр җамаитини вә бу ишни аңлиған­ларни қаттиқ қорқунуч басти.
Acts UyCyr 5:12  Әлчиләр хәлиқ ичидә нурғун мөҗүзә вә карамәтләрни көрсәтти. Барлиқ мәсиһийләр мәркизий ибадәтханидики «Сулайман пешай­винида» дайим җәм болатти.
Acts UyCyr 5:13  Кишиләр уларни һөрмәтлисиму, бирақ уларға қошулушқа җүръәт қилалматти.
Acts UyCyr 5:14  Шундақ болсиму, Рәббимиз Әйсаға ишинип, җамаәткә қошулған әр-аяллар барғансири көпийишкә башлиди.
Acts UyCyr 5:15  Яритилған мөҗүзиләр сәвәвидин хәқләр кесәл кишиләрни кочиларға елип чиқип, көрпә вә зәмбилләргә ятқузуп қоятти. Улар «Петрус йолдин өткәндә, кесәлләргә қолини тәккүз­мисиму, һеч болмиғанда сайиси чүшүп, сақийип кәтсун!» дәп ойлатти.
Acts UyCyr 5:16  Йәнә топ-топ кишиләр Йерусалим йенидики шәһәр-йезилар­дин кесәлләрни вә җин чаплишивалған кишиләрни елип келәтти. Уларниң һәммиси сақийип қайтишатти.
Acts UyCyr 5:17  Баш роһаний вә униң шериклири, йәни шу йәрлик садуқий диний еқимидикиләр әлчиләрни зади көрәлмәтти.
Acts UyCyr 5:18  Шуңа улар әлчиләр­ни тутуп, һөкүмәт зинданиға қамиди.
Acts UyCyr 5:19  Лекин шу кечә Худаниң бир периштәси зинданниң қатму-қат дәрвазилирини ечип, әлчиләрни елип чиқип, уларға:
Acts UyCyr 5:20  — Силәр мәркизий ибадәтхана һойлилириға кирип, җамаәткә йеңи һаят тоғрисидики тәлимләрниң һәммисини ейтиңлар, — дәп буйриди.
Acts UyCyr 5:21  Әлчиләр бу сөз бойичә таң атқанда мәркизий ибадәтхана һойли­сиға кирип, кишиләргә тәлим беришкә башлиди. Баш роһаний вә униң шериклири әлчиләрни сорақ қилиш үчүн, исраилларниң барлиқ ақсақаллирини алий кеңәшминиң умумий жиғиниға чақирди. Андин зиндандики әлчиләрни елип келишкә адәм әвәтти.
Acts UyCyr 5:22  Лекин улар зинданға йетип барғанда, әлчиләрниң у йәрдә йоқлиғини байқап қайтип берип, кеңәшмидикиләргә:
Acts UyCyr 5:23  — Биз зинданға барсақ, униң ишиги мәккәм қулуплақлиқ турупту. Сиртида қаравулларму күзитип турупту, лекин ишикни ечип қарисақ, ичидә бирму адәм йоқ! — дәп мәлумат бәрди.
Acts UyCyr 5:24  Мәркизий ибадәтхана қаравуллириниң башлиғи вә алий роһаний­лар бу хәвәрни аңлап, гаңгирап қелишти. «Әнди бу иш қандақ болар?» дәп өз-өзидин сорашқа башлиди.
Acts UyCyr 5:25  Дәл шу чағда бир киши кирип: — Силәр зинданға ташлиған адәмләр мәркизий ибадәтхана һойли­сида җамаәткә тәлим бериватидиғу! — дәп хәвәр қилди.
Acts UyCyr 5:26  Буниң билән һелиқи қаравуллар башлиғи қол астидикиләрни башлап берип, әлчиләрни елип кәлди. Бирақ хәлиқниң өзлирини чалма-кесәк қилишидин қорқуп, уларға зорлуқ ишләтмиди.
Acts UyCyr 5:27  Улар әлчиләрни елип кәлгәндин кейин, уларни кеңәшмә баш­лиқлири алдида турғузди. Баш роһаний уларниң үстидин шикайәт қилишқа башлап:
Acts UyCyr 5:28  — Биз силәрни Әйса һәққидә кишиләргә тәлим бәрмәңлар, дәп қаттиқ чәклигән едуқ. Лекин силәр йәнә шу тәлимиңларни пүтүн Йерусалимға яйдиңлар һәм Әйсаниң қан қәрзини бизгә артмақчи болуватисиләр! — деди.
Acts UyCyr 5:29  Петрус вә башқа әлчиләр җавап берип мундақ деди: — Биз инсанға әмәс, Худаға бойсунушимиз керәк.
Acts UyCyr 5:30  Силәр һәзрити Әйсани чапрас яғачқа миқлап өлтүрдүңлар. Лекин әҗдатлиримиз етиқат қилип кәлгән Худа Уни тирилдүрди.
Acts UyCyr 5:31  Худа исраил хәлқиниң гуналириға товва қилип, кәчүрүмгә еришиш пурситигә егә болуши үчүн, һәзрити Әйсани Йетәкчи һәм Қутқазғучи қилип, Өзиниң оң йениға олтарғузди.
Acts UyCyr 5:32  Биз бу ишларниң гувачилири. Худа Өзигә бойсунғанларға ата қилған Муқәддәс Роһму бу ишларни испатлап бериду.
Acts UyCyr 5:33  Алий кеңәшмә башлиқлири бу сөзләрни аңлап интайин ғәзәпләнди вә әлчиләрни өлтүрмәкчи болушти.
Acts UyCyr 5:34  Лекин уларниң арисида пүтүн хәлиқниң һөрмитигә сазавәр болған пәрисий диний еқимидики Ғама­лийил исимлиқ бир Тәврат устази бар еди. У орнидин туруп: — Уларни бир дәм сиртқа чиқирип туруңлар, — дәп буйриди.
Acts UyCyr 5:35  Андин у кеңәшмә башлиқлириға мундақ деди: — Әй исраиллар, силәр бу кишиләрни бир тәрәп қилишта еһтият қилиңлар!
Acts UyCyr 5:36  Өткәндә һелиқи әбләх Тәвдас оттуриға чиқип, өзини чоң тутуп, вақиә чиқарди. Униңға тәхминән төрт йүз адәм әгәшкән еди. Бирақ у римлиқлар тәрипидин өлтүрүлди. Әгәшкүчилири тарқилип кетип, иши йоққа чиқти.
Acts UyCyr 5:37  Кейин нопус тизимлаш вақтида җәлилийәлик Йәһудаму баш көтирип чиқип, бир топ кишини топлап өзигә әгәштүргән. Уму өлтүрүлүп, әгәшкүчилириму тарқитиветилгән.
Acts UyCyr 5:38  Әнди бу кишиләргә кәлсәк, мениңчә әң яхшиси, уларни қоюп бериңлар. Улар билән кариңлар болмисун. Әгәр уларниң мәхсити вә қиливатқини пәқәт инсанниң иши болсила, җәзмән мәғлуп болиду.
Acts UyCyr 5:39  Әгәр Худадин болса, силәр уларни йоқиталмайсиләр, һәтта өзәңларни Худаға қарши орунға қойған болисиләр! Алий кеңәшмә Ғамалийилниң тәкливини қобул қилди
Acts UyCyr 5:40  вә әлчи­ләрни чақиртип кирип, уларни қамчилитип, һәргиз һәзрити Әйса тоғрилиқ тәлим бәрмәсликни буйриди, андин уларни қоюп бәрди.
Acts UyCyr 5:41  Әлчиләр кеңәшмидин чиқип, Худаниң өзлирини һәзрити Әйсаниң нами үчүн хорлуқ азави чекишкә лайиқ көргәнлигидин интайин хурсән болушти.
Acts UyCyr 5:42  Улар йәнила һәр күни мәркизий ибадәтхана һойлисида вә өйлиридиму тәлим берип, «Һәзрити Әйса — Қутқазғучи-Мәсиһтур», дәп тохтимастин Хуш Хәвәр тарқитивәрди.
Chapter 6
Acts UyCyr 6:1  Шу күнләрдә мәсиһийләрниң сани күндин-күнгә көпийип бар­мақта еди. Бирақ грекчә сөзләйдиған бәзи йәһудийлар йәрлик йәһудийлардин рәнҗип қалған еди. Уларниң дейишичә, күндилик тамақни тәхсим қилишта уларниң ичидики тул аялларға берилгән тамақ башқиларниңкидин аз екән.
Acts UyCyr 6:2  Шуңа он икки әлчи пүтүн мәсиһий­ләрни жиғип, уларға мундақ деди: — Биз әлчиләрниң Худаниң сөзини йәткүзүш хизмитини ташлап қоюп, озуқ-түлүк тәхсимләш билән болуп кетишимиз тоғра әмәс.
Acts UyCyr 6:3  Шуниң үчүн, қериндашлар, араңлардики һөрмәткә сазавәр болған, Муқәддәс Роһқа чөмгән дана кишидин йәттини таллаңлар. Бу ишларни шулар башқурсун.
Acts UyCyr 6:4  Биз болсақ өзимизни дуа қилиш вә Хуш Хәвәр һәққидә тәлим беришкә беғишлайли.
Acts UyCyr 6:5  Әлчиләрниң тәкливигә һәммиси қошулушти. Шуниң билән көпчи­лик имани камил вә Муқәддәс Роһқа чөмгән Истипан исимлиқ бир мәсиһийни таллиди. Униңдин башқа Филип, Прокорус, Никанор, Тимон, Парменас һәм бурун йәһудий диниға киргән антакялиқ Николасларни таллап,
Acts UyCyr 6:6  уларни әлчиләрниң алдиға елип чиқти. Әлчи­ләр уларни бу хизмәткә тайинлаш үчүн қоллирини уларниң учисиға тәккүзүп туруп дуа қилишти.
Acts UyCyr 6:7  Худаниң сөзи давамлиқ тарқалғансири, Йерусалимдики мәсиһий­ләр­ниң саниму барғансири көпәйди. Нурғун роһанийларму һәзрити Әйсаға ишәнди.
Acts UyCyr 6:8  Худаниң меһир-шәпқити вә күч-қудритигә толған Истипан хәлиқ ичидә зор мөҗүзә вә карамәтләрни көрсәтти.
Acts UyCyr 6:9  Бирақ Кирини вә Искәндәрийә шәһәрлири һәм Киликийә вә Асия өлкилиридин кәлгән, қуллуқтин азат болғанлиғи үчүн «әркинләр» дәп аталған ибадәтханиниң әзалири болған бәзи йәһудийлар Истипанға қарши чиқип, униң билән муназирә қилишқа башлиди.
Acts UyCyr 6:10  Лекин Муқәддәс Роһ Истипанға әқил-парасәт бәргәчкә, улар униң сөзлиригә тақабил турушқа амалсиз еди.
Acts UyCyr 6:11  Буниң билән улар бәзи адәмләрниң гелини яғлап: — Биз бу адәмниң Муса пәйғәмбәр вә Худаға қарита күпүрлүк сөзлигәнлигини аңлидуқ, — дәп төһмәт қилдурди.
Acts UyCyr 6:12  Улар мошу усул билән хәқни, ақсақалларни вә Тәврат устаз­лирини қутритип, Истипанни тутқун қилдуруп, уни алий кеңәшмигә елип барди.
Acts UyCyr 6:13  Уларға сетилған сахта гувачилар оттуриға чиқип: — Бу адәм һемишәм бу муқәддәс мәркизий ибадәтханимизға вә Тәврат қанунимизға қарши сөзләрни қилиду.
Acts UyCyr 6:14  Биз униң: «Насирәлик Әйса бу ибадәтханини гумран қилиду, Муса пәйғәмбәрдин мирас қалған әнъәнивий қаидә-түзүмлиримизни өзгәртиветиду», дегән­лигини аңлидуқ, — деди.
Acts UyCyr 6:15  Кеңәшмидә олтарғанларниң һәммиси Истипанға көз тикип қариғинида, униң чирайиниң худди периштәниң чирайиға охшаш пақираватқанлиғини көрди.
Chapter 7
Acts UyCyr 7:1  Баш роһаний Истипандин: — Уларниң әризилири растму? — дәп сориди.
Acts UyCyr 7:2  Истипан мундақ җавап бәрди: — Атилар вә ака-укилар, сөзүмгә қулақ селиңлар! Әҗдадимиз Ибраһим техи Месопотамийә районидин Һаран шәһиригә көчүп бармиған вақитта, шану-шәвкәтлик Худа униңға көрүнүп:
Acts UyCyr 7:3  «Сән өз жутуң вә уруқ-җамаитиңдин айрилип, Мән көрсәтмәкчи болған йәргә барғин», дегән еди.
Acts UyCyr 7:4  Буниң билән әҗдадимиз Ибраһим калдани­ларниң зимини болған өз жутини ташлап, Һаран шәһиригә берип орунлашти. Атиси өлгәндин кейин, Худа уни бу җайға, йәни силәр һазир туруватқан җайға йөткәп кәлди.
Acts UyCyr 7:5  У вақитта Худа униңға тәвә бир ғеричму йәр бәрмигән еди. Бирақ Ибраһимниң техичә пәрзәнди болмиған болсиму, Худа вәдә қилип, бу зиминни униңға вә униң әвлатлириға бәрмәкчи болди.
Acts UyCyr 7:6  Худа әҗдадимиз Ибраһимға мундақ деди: «Сениң әвлатлириң мәлум бир чәт дөләттә мусапирлиққа төрт йүз жил қул болуп, хорлуқта яшайду.
Acts UyCyr 7:7  Бирақ уларни қул қилған хәлиққә җаза беримән. Униңдин кейин әвлатлириң у йәрдин чиқип, бу йәрдә Маңа ибадәт қилиду».
Acts UyCyr 7:8  Кейин Худа Ибраһимға: «Сән билән түзгән келишимимниң бәлгүси хәтнә қилиш болсун», деди. Әҗдадимиз Ибраһимдин Исһақ төрәлди. У туғулуп сәккизинчи күни хәтниси қилинди. Исһақтин исраил­ларниң атиси болған Яқуп төрәлди. Яқуптин исраилларниң он икки қәбили­синиң бовилири болған он икки оғул төрәлди. Улар­ниңму хәтниси қилинди.
Acts UyCyr 7:9  Кейин әҗдадимиз Яқупниң оғуллири иниси Йүсүптин көрәлмәс­лик қилип, уни Мисирға баридиған содигәрләргә қул орнида сети­вәтти. Лекин Худа униң билән биллә болғачқа,
Acts UyCyr 7:10  уни пүтүн тартқан қийинчилиқтин қутқузуп, униңға данишмәнлик ата қилип, Мисир падишасиниң һөрмитигә ериштүрди. Падиша уни Мисирға баш вәзир вә ординиң баш ғоҗидари қилди.
Acts UyCyr 7:11  Кейин пүтүн Мисир вә Қанан йәрлиридә еғир ачарчилиқ йүз берип, зор апәт болди. Әҗдатлиримиз озуқ-түлүксиз қалди.
Acts UyCyr 7:12  Мисирниң амбирида ашлиқ барлиғини аңлиған Яқуп оғуллирини, йәни әҗдатлиримизни у йәргә әвәтти. Биринчи қетим барғинида, улар инимиз Йүсүп өлгән дәп, уни тонумиған еди.
Acts UyCyr 7:13  Шуңа иккинчи қетим барғанда, әҗдадимиз Йүсүп акилириға өзиниң ким екәнлигини ашкарилиди вә уларниму падишаға тонуштурди.
Acts UyCyr 7:14  Шуниң билән әҗдадимиз Йүсүп атиси әҗдадимиз Яқупниң алдиға акилирини әвәтип, уни пүтүн аилә-җамаити билән, җәми йәтмиш бәш кишини Мисирға тәклип қилди.
Acts UyCyr 7:15  Әҗдадимиз Яқуп Мисирға берип, кейин әвлатлири билән шу йәрдә аләмдин өтти.
Acts UyCyr 7:16  Уларниң җәсәтлири Шәкәм шәһиригә қайтурулуп, әҗдадимиз Ибраһим бурун Һамурниң оғуллиридин сетивалған йәрликкә қоюлди.
Acts UyCyr 7:17  Худа әҗдадимиз Ибраһимға: «Сениң әвлатлириңни қуллуқтин азат қилимән», дегән вәдисини әмәлгә ашуридиған вақит йетип келишкә аз қалғанда, Мисирдики йәһудийларниң нопуси хелә көпәйгән еди.
Acts UyCyr 7:18  У вақитта әҗдадимиз Йүсүпниң Мисир хәлқигә қилған яхши ишлиридин хәвири болмиған йеңи бир падиша Мисирда тәхткә чиқти.
Acts UyCyr 7:19  Бу падиша әҗдатлиримизни һейлә-микирләр билән езип хорлиди, һәтта уларни өз бовақлирини ташлаветишкә мәҗбур қилди.
Acts UyCyr 7:20  Муса пәйғәмбәр мана шу чағларда туғулған еди. У Худаниң нәзәридә алаһидә бала еди. Ата-аниси уни өйдә үч ай баққандин кейин,
Acts UyCyr 7:21  сиртқа ташлаветишкә мәҗбур болди. Бирақ падишаниң қизи уни қутқузуп, өз оғли қилип чоң қилди.
Acts UyCyr 7:22  Муса пәйғәмбәр мисирлиқларниң алий билимлири билән тәрбийилинип, сөз қабилийити вә иш беҗириш қабилийитигә егә адәм болуп чиқти.
Acts UyCyr 7:23  У қириқ яшларға киргәндә, өз қериндашлири болған йәһудийлар­ниң һалидин хәвәр елиш қарариға кәлди.
Acts UyCyr 7:24  У бир мисирлиқниң бир йәһудий қулни сәвәпсизла бозәк қиливатқанлиғини көрүп, уни қоғдап, йолсизлиқ қилған мисирлиқни өлтүрүп, униң интиқа­мини елип бәрди.
Acts UyCyr 7:25  У Худаниң мән арқилиқ йәһудийларни қутқузиди­ған­лиғини йәһудий қериндашлирим чүшинидиғу, дәп ойлиған еди, лекин улар буни чүшәнмиди.
Acts UyCyr 7:26  Әтиси Муса пәйғәмбәр икки йәһудий қериндашниң урушуватқанлиғини көрүп, уларни яраштурмақчи болуп: «Силәр қериндаш туруп, немишкә бир-бириңларға йолсизлиқ қилисиләр?» деди.
Acts UyCyr 7:27  Қериндишини бозәк қилған киши Муса пәйғәмбәрни иштири­ветип: «Ким сени бизгә башлиқ яки сорақчи болсун дәпту?!
Acts UyCyr 7:28  Мениму түнүгүнки мисирлиқни өлтүргәндәк өлтүрмәкчимусән?» деди.
Acts UyCyr 7:29  Муса пәйғәмбәр бу сөзләрни аңлап, бу ишни башқиларму билиди­ған охшайду, дәп қорқуп, Мисирдин Мидиян райониға қечип барди вә у йәрдә мусапир болуп туруп қелип, икки оғулға ата болди.
Acts UyCyr 7:30  Қириқ жилдин кейин Муса пәйғәмбәргә Синай теғиниң йени­дики чөлдә көйүватқан тикәнликниң от ялқунида бир периштә көрүнди.
Acts UyCyr 7:31  Бу һални көргән Муса пәйғәмбәр интайин һәйран болуп, теги-тәктини билиш үчүн тикәнликниң йениға барди. Бу чағда у Худаниң:
Acts UyCyr 7:32  «Мән сениң әҗдатлириң Ибраһим, Исһақ вә Яқуп етиқат қилип кәлгән Худа болимән», дегән авазини аңлиди. Муса пәйғәмбәр қорқунучта титрәп, қарашқиму җүръәт қилалмиди.
Acts UyCyr 7:33  Худа униңға йәнә: «Сән туруватқан йәр муқәддәстур. Шуңа айиғиңни селивәт!
Acts UyCyr 7:34  Мән Мисирдики бәндилиримниң харлиниватқанлиғини көрдүм. Уларниң налә-пәриятлирини һәқиқәтән аңлидим. Шуңа Мән уларни қутқузғили чүштүм. Әнди барғин, Мән сени Мисирға әвәтәй», деди.
Acts UyCyr 7:35  Мана шу Муса пәйғәмбәрни һелиқи йәһудийлар: «Ким сени бизгә башлиқ яки сорақчи болсун дәпту?!» дәп рәт қилған еди. Лекин Муса пәйғәмбәргә Худаниң периштәси көйүватқан тикәнликтә көрүнүп: «Исраил хәлқини қутқузуп, уларға йетәкчилик қилисән», дәп уни Мисирға әвәтти.
Acts UyCyr 7:36  Әйнә шу Муса пәйғәмбәр хәлиққә йетәкчилик қилип, уларни Мисирдин чиқарған еди һәм Мисирда Қизил деңизниң бойида вә қириқ жилни өткүзгән шу чөлләрдә әҗайип зор мөҗүзә вә карамәтләрни көрсәткән еди.
Acts UyCyr 7:37  Шу Муса пәйғәмбәр өзи уларға: «Худа қериндашлиримиз арисидин маңа охшаш бир Пәйғәмбәрни тикләйду», дегән еди.
Acts UyCyr 7:38  У чөлләрдә әҗдатлиримизға башчилиқ қилған вақитларда Синай теғида Худаниң периштәси униңға йәнә көрүнүп, сөз қилди. Муса пәйғәмбәр һаятлиқ бәхш етидиған сөзләрни аңлап, уни әҗдатлиримизға вә улар арқилиқ бизгә йәткүзди.
Acts UyCyr 7:39  Шундақ болсиму, әҗдатлиримиз Муса пәйғәмбәрниң гепигә кирмәй, уни рәт қилип, көңлидә Мисирға қайтишни арзу қилди.
Acts UyCyr 7:40  Муса пәйғәмбәр Синай теғидин техи чүшмигән вақитта, улар униң акиси Һарунға: «Бизгә йол башлайдиған бутлар ясап бериң! Бизни Мисирдин елип чиққан һелиқи Мусаниң немә болуп кәткәнлигини билмәймиз», деди.
Acts UyCyr 7:41  Шуниң билән улар мозай сүритидә бир бут ясап, униңға атап қурванлиқ қилип, сәҗдә қилди. Өз қоллири билән ясиған бу бутни хошал-хорамлиқ билән тәбрикләшти.
Acts UyCyr 7:42  Буни көргән Худа әҗдатлиримиздин нәзәрини йөткәп, уларни өз ихтияриға қоюп бәрди. Улар асмандики юлтузларға ибадәт қилишқа башлиди. Шуниң билән пәйғәмбәрләр Муқәддәс Язмиларда хатирилигәндәк, Худа улар­ни мундақ әйиплиди: «Әй исраиллар! Силәр қириқ жил җәриянида чөлдә қурванлиқ қилғиниңларда, Маңа әмәс, бәлки өз қоллириңлар билән ясиған бутларға,
Acts UyCyr 7:43  Йәни ‹ Молохниң › чедири вә ‹ Рифанниң › юлтуз шәкиллик сүритини көтирип меңип, уларға сәҗдә қилдиңлар! Шуңлашқа силәрни Бабил шәһириниң чәтлиригә қоғлап, сүргүн қилимән!»
Acts UyCyr 7:44  Әҗдатлиримиз чөлдә яшиған вақтида, келишим чедири дәпму аталған ибадәт чедири тиккән еди вә қәйәргә барса уни өзлири билән биллә йөткәп, униңда Худаға ибадәт қилатти. Ибадәт чедири Худа Муса пәйғәмбәргә көрсәткән нусха бойичә ясалған еди.
Acts UyCyr 7:45  Әҗдатлиримиз ибадәт чедириға әвлатму-әвлат егидарчилиқ қилған вә кейин Йәшуниң йетәкчилигидә Худа қоғлиған милләтләрниң зиминлирини бесивелип, ибадәт чедирини бу йәргә елип кәлгән. Һәтта падиша Давутниң заманиғичә шу чедирда Худаға ибадәт қилған.
Acts UyCyr 7:46  Падиша Давут Худаниң, Яқуп етиқат қилип кәлгән Худаниң шапаитигә еришип, Униң үчүн бир ибадәтхана селишқа Униң Өзидин иҗазәт сориған.
Acts UyCyr 7:47  Бирақ Худа қошулмиған. Кейин падиша Сулайман Худа үчүн бир ибадәтхана салған.
Acts UyCyr 7:48  Һалбуки, улуқ Худа адәм салған ибадәтханиларда турмайду! Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ Худа мундақ дегән еди:
Acts UyCyr 7:49  «Асман Мениң тәхтим болиду. Зимин Мениң пут қоюдиған йеримдур. Силәр Маңа буниңдинму яхши ибадәтхана салаламсиләр?! Буниңдинму яхши арамгаһ ясаламсиләр?! Асман-зиминдики мәвҗудатларни Мән яраттимғу!»
Acts UyCyr 7:50  «Асман Мениң тәхтим болиду. Зимин Мениң пут қоюдиған йеримдур. Силәр Маңа буниңдинму яхши ибадәтхана салаламсиләр?! Буниңдинму яхши арамгаһ ясаламсиләр?! Асман-зиминдики мәвҗудатларни Мән яраттимғу!»
Acts UyCyr 7:51  Истипан сөзини аяқлаштуруп: — Әй бойни, жүриги вә қулиғи қаттиқлар! Силәр хәтнә қилин­ми­ған капирларға охшаш җаһил. Силәр әҗдатлириңларға охшаш Худаниң Муқәддәс Роһиға дайим қаршилиқ қиливатисиләр.
Acts UyCyr 7:52  Силәрниң әҗдат­лириңлар зиянкәшлик қилмиған бирәр пәйғәмбәр барму һә? Улар «Худаниң Адаләтчиси» болған һәзрити Әйсаниң келидиғанли­ғини алдин-ала җакалиғанларниму өлтүрүшкән. Әнди У Өзи кәлгәндә, силәр Униңға сатқунлуқ қилип, Униму өлтүрдүңлар.
Acts UyCyr 7:53  Һәҗәп иш һә! Худаниң қанунини периштәләр өзи силәргә йәткүзгән болсиму, силәр униңға әмәл қилмидиңлар! — деди.
Acts UyCyr 7:54  Истипанниң бу сөзлирини аңлиған алий кеңәшмә башлиқлири интайин ғәзәплинип, униңға чишлирини ғучурлатти.
Acts UyCyr 7:55  Муқәддәс Роһқа чөмгән Истипан болса, көзлирини көккә тикип, Худаниң парлақ нурини вә Униң оң йенида турған һәзрити Әйсани көрди.
Acts UyCyr 7:56  — Қараңлар! Асман ечилип, Инсан Оғли һәзрити Әйсаниң Худа­ниң оң йенида турғанлиғини көрдүм! — деди у.
Acts UyCyr 7:57  Буни аңлиған башчилар қоллири билән қулақлирини йепиве­лишип, чуқан селишти вә етилип берип,
Acts UyCyr 7:58  уни шәһәрниң сиртиға иштирип чиқирип, чалма-кесәк қилишқа башлиди. Истипанни гунакар дәп гувалиқ бәргәнләр уни чалма-кесәк қилиштин бурун, чапанлирини Саул исимлиқ бир жигитниң йениға қоюп қойған еди.
Acts UyCyr 7:59  Истипан ямғурдәк йеғиватқан ташниң астида туруп: — Әй Рәббим Әйса, мениң роһумни қобул қилғайсән! — дәп вақириди.
Acts UyCyr 7:60  Кейин у тизлинип туруп қаттиқ аваз билән: — Әй Рәббим, бу гунани дәп уларни җазалимиғайсән, — деди. У бу сөзни қилип болупла, җан үзди.
Chapter 8
Acts UyCyr 8:1  Истипанниң өлтүрүлүшини Саулму қоллатти. Шу күндин башлап, Йерусалимдики мәсиһийләр җамаити интайин дәһшәт­лик зиян­кәш­­ликкә учрашқа башлиди. Әлчиләрдин башқа пүтүн мәсиһийләр Йәһу­дийә вә Самарийә өлкилириниң һәр хил җайлириға тарқилип кетишти.
Acts UyCyr 8:2  Бәзи садақәтмән кишиләр Истипанни дәпнә қилип, униңға чоң һаза тутушти.
Acts UyCyr 8:3  Лекин Саул мәсиһийләр җамаитигә вәйранчилиқ селип, әр-аял мәсиһий­ләрни өйму-өй издәп тутуп, зинданға ташлашқа башлиди.
Acts UyCyr 8:4  Мәсиһийләр қәйәргә тарқилиштин қәтъий нәзәр, улар шу йәрдә Хуш Хәвәр йәткүзди.
Acts UyCyr 8:5  Мәсилән, Филип Самарийә өлкисиниң мәлум бир шәһиригә берип, йәрлик кишиләргә: «Һәзрити Әйса — Қутқазғучи-Мәсиһ», дәп җакалиди.
Acts UyCyr 8:6  Көпчилик буни аңлап һәм униң мөҗүзили­рини көрүп, пүткүл диққити билән униң сөзлиригә қулақ салди.
Acts UyCyr 8:7  Җинлар өзлири чаплишивалған кишиләрниң тенидин қаттиқ вақири­ған пети чиқип кәтти. Нурғун паләч, токуларму сақайтилди.
Acts UyCyr 8:8  Шуниң билән шу шәһәрдики кишиләр чоңқур хошаллиққа чөмди.
Acts UyCyr 8:9  У шәһәрдә Шимон исимлиқ бир бахши болуп, өзиниң сехир­гәрлиги билән шу җайдики хәлиқни бир мәзгил аң-таң қалдурған еди. У өзини қалтис һесаплап, бәк махтинатти.
Acts UyCyr 8:10  Жуқури вә төвән дәриҗи­лик кишиләр униң сөзлирини пүтүн диққити билән аңлатти. Көпчилик: «Худаниң улуқ күч-қудрити мана шу», дейишәтти.
Acts UyCyr 8:11  У узундин бери сехиргәрлиги билән халайиқни аң-таң қалдуруп кәлгәнлигидин кишиләр униңға интайин диққәт қилип кәлгән еди.
Acts UyCyr 8:12  Лекин улар әнди Филип йәткүзгән Худа Падишалиғиға вә Әйса Мәсиһкә даир Хуш Хәвәргә ишәнди. Шуниң билән уларниң арисидин нурғунлиған әр-аяллар чөмүлдүрүшни қобул қилди.
Acts UyCyr 8:13  Шимон өзиму ишәнди вә чөмүлдүрүлди. У һемишәм Филип билән биллә болди һәм Филип көрсәткән зор мөҗүзә вә карамәтләрни көрүп, интайин һәйран болди.
Acts UyCyr 8:14  Йерусалимдики әлчиләр самарийәликләрниң Худаниң сөзини қобул қилғанлиғини аңлап, Петрус билән Юһаннани уларға әвәтти.
Acts UyCyr 8:15  Иккиси у йәргә бериши билән мәсиһийләргә Муқәддәс Роһниң ата қилиниши үчүн дуа қилди.
Acts UyCyr 8:16  Чүнки улар Рәббимиз Әйсаниң нами билән чөмүлдүрүлгән болсиму, уларниң һеч қайсисиға Муқәддәс Роһ техи чүшмигән еди.
Acts UyCyr 8:17  Петрус билән Юһанна уларниң учисиға қолини тәккүзүп туруп дуа қилғандин кейин, Муқәддәс Роһ уларға чүшти.
Acts UyCyr 8:18  Әлчиләр қолини тәккүзүп қойған кишиләргә Муқәддәс Роһниң ата қилинғанлиғини көргән Шимон әлчиләргә пул тәңләп:
Acts UyCyr 8:19  — Бу күч-қудрәттин маңиму бериңлар. Мәнму кишиләрниң учиси­ға қоллиримни тәккүзәй, улар мән арқилиқму Муқәддәс Роһни қобул қилсун, — деди.
Acts UyCyr 8:20  Лекин Петрус униңға мундақ җавап бәрди: — Худаниң бу соғисини пулға сетивалғили болиду, дәп ойлиған болсаң, пулуң билән биллә һалак бол!
Acts UyCyr 8:21  Бизниң ишимизда сениң һәссәң йоқ, чүнки Худа алдида нийитиң халис әмәс.
Acts UyCyr 8:22  Шуңа яман нийитиңдин йенип, Худадин кәчүрүм тилә. Шундақ қилсаң, Худа сени кәчүрәр,
Acts UyCyr 8:23  чүнки сениң көрәлмәсликкә толуп, гунаниң торида екәнлигиң маңа мәлум.
Acts UyCyr 8:24  Шимон уларға: — Мән үчүн Худадин тиләңларки, ейтқанлириңлардин бириму бешим­ға кәлмисун! — деди.
Acts UyCyr 8:25  Петрус билән Юһанна йәнә шу шәһәрдә һәзрити Әйса һәққидә гувалиқ берип, Худаниң сөзини йәткүзгәндин кейин, Самарийәниң нурғун йеза-кәнтлиригә берип Хуш Хәвәр йәткүзгәч, Йерусалимға қайтип кәтти.
Acts UyCyr 8:26  Шу вақитта Худаниң бир периштәси Филипқа: — Җәнупқа қарап Йерусалимдин Газа шәһиригә маңидиған чөлдики йолға маң, — деди.
Acts UyCyr 8:27  Филип йолға чиқти. Йолда у ефиопийәлик бир жуқури дәриҗилик әмәлдарни учратти. Бу киши Кандас исимлиқ Ефиопийә аял падишасиниң баш ғәзничиси болуп, Йерусалимға Худаға ибадәт қилғили барған еди.
Acts UyCyr 8:28  Қайтиш йолида өзиниң һарвусида олтирип, Йәшая пәйғәмбәрниң Язмисини оқуп кетип баратти.
Acts UyCyr 8:29  Муқәддәс Роһ Филипқа: — Һарвуға йетишип маң, — деди.
Acts UyCyr 8:30  Филип жүгрәп берип, әмәлдарниң Йәшая пәйғәмбәрниң Язмиси­дин оқуватқанлирини аңлап, униңдин: — Оқуғанлириңизни чүшәндиңизму? — дәп сориди.
Acts UyCyr 8:31  Әмәлдар униңға: — Бири маңа чүшәндүрүп бәрмисә, мән қандақму чүшинәләймән, — дәп Филипни һарвусиға чиқип, йенида олтиришқа тәклип қилди.
Acts UyCyr 8:32  Әмәлдар Язминиң мону қисмини оқувататти: «У гоя боғузлашқа елип берилған қойдәк, қой қирқиғучи алдида ятқан пахландәк үн-түн чиқармай җим туриду.
Acts UyCyr 8:33  У хорлиниду, адиллиқ билән сотланмайду. У әнди пәрзәнт үзи көрәлмәйду, чүнки Униң йәр йүзидики һаяти елип кетилиду».
Acts UyCyr 8:34  Ефиопийәлик әмәлдар Филиптин: — Пәйғәмбәрниң бу сөзи кимгә қаритилған болғиди? Өзигиму яки башқиларғиму? — дәп сориди.
Acts UyCyr 8:35  Филип чүшәндүрүшкә башлиди, у Язминиң шу қисмидин башлап әмәлдарға һәзрити Әйсаға даир Хуш Хәвәрни сөзләп бәрди. Шундақ қилип, әмәлдар һәзрити Әйсаға ишәнди.
Acts UyCyr 8:36  Улар йолда кетиветип, су бар бир йәргә кәлгәндә, әмәлдар: — Бу йәрдә су бар екән. Мошу йәрдила чөмүлдүрүлсәм болмамду? — деди.
Acts UyCyr 8:37  Улар йолда кетиветип, су бар бир йәргә кәлгәндә, әмәлдар: — Бу йәрдә су бар екән. Мошу йәрдила чөмүлдүрүлсәм болмамду? — деди.
Acts UyCyr 8:38  Әмәлдар һарвуни тохтитишни буйриди. Филип униң билән биллә суға чүшүп, уни чөмүлдүрди.
Acts UyCyr 8:39  Улар судин чиққанда, Муқәддәс Роһ Филипни башқа бир шәһәргә елип кәтти. Әмәлдар уни қайта көрәлмигән болсиму, хошал-хорамлиқ билән йолини давамлаштурди.
Acts UyCyr 8:40  Филип болса, өзиниң Ашдод шәһиридә екәнлигини билгәндин кейин, у йәрдин Қәйсәрийә шәһиригичә болған һәммә шәһәрләрни кезип, Хуш Хәвәрни йәткүзди.
Chapter 9
Acts UyCyr 9:1  Шу чағларда Саул Рәббимиз Әйсаға ишәнгүчиләргә давамлиқ өлүм җазаси билән қорқунуч селивататти. У баш роһанийниң алдиға берип,
Acts UyCyr 9:2  Дәмәшқ шәһиридики йәһудий ибадәтханилириға тонуштуруш хетини йезип беришни тәләп қилди. Шундақ қилип, Саул Дәмәшқтики йәһудийларниң ярдимини елип, һәзрити Әйсаниң йолида маңған әр-аялларни тутқун қилип, уларни Йерусалимға сорақ қилишқа елип кәлмәкчи болди.
Acts UyCyr 9:3  Саул хәтләрни елип, йолға чиқти. Дәмәшқ шәһиригә йетип келиш­кә аз қалғанда, туюқсиз асмандин бир күчлүк нур чүшүп, Саулниң әтрапини йорутувәтти.
Acts UyCyr 9:4  Йәргә жиқилған Саулға: — Саул, Саул! Маңа немишкә зиянкәшлик қилисән? — дегән бир аваз аңланди.
Acts UyCyr 9:5  — Әй Рәббим, Сән Кимсән? — дәп сориди у. — Мән сән зиянкәшлик қиливатқан Әйса.
Acts UyCyr 9:6  Орнуңдин туруп, шәһәр­гә кир, немә қилишиң керәклигини бири саңа ейтип бериду, — дегән җавап кәлди һелиқи аваздин.
Acts UyCyr 9:7  Саул билән биллә маңған кишиләрниң қорққинидин зуванлири тутулуп, турған йеридә қетипла қалди. Чүнки улар авазни аңлисиму, гәп қилған бирәрсини көрәлмигән еди.
Acts UyCyr 9:8  Саул орнидин туруп, көзли­рини ечип қариди, лекин һеч нәрсини көрәлмиди. Һәмралири униң қолидин йетиләп Дәмәшққә елип кирди.
Acts UyCyr 9:9  Үч күнгичә һеч немини көрәлмигән кор Саулниң гелидин һеч нәрсә өтмиди.
Acts UyCyr 9:10  Дәмәшқтә һәзрити Әйсаға ишинидиған Һанания исимлиқ бири бар еди. Униңға бир көрүнүш кәлди. Рәббимиз Әйса уни: — Һанания! — дәп чақирди. — Әй Рәббим, мана мән, — дәп җавап бәрди у.
Acts UyCyr 9:11  Рәббимиз Әйса униңға: — Сән дәрһал «Түз» кочисиға берип, Йәһуданиң өйидин тарсус­луқ Саул исимлиқ бирини тап, чүнки шу тапта у дуа-тилавәт қили­ватиду.
Acts UyCyr 9:12  Дуа қиливатқинида, Мән униңға Һанания исимлиқ бир кишиниң келип, униңға қолини тәккүзүши биләнла көзиниң әслигә келидиғанлиғини аян қилдим, — деди.
Acts UyCyr 9:13  Һанания унимай, мундақ җавап бәрди: — Әй Рәббим, нурғун кишиләрниң бу адәм һәққидә ейтқанлирини аңлидим. У Йерусалимда Саңа ишәнгүчиләргә интайин рәһимсиз­ләрчә зиянкәшлик қилған!
Acts UyCyr 9:14  Һазир у Дәмәшққә келип, Саңа ибадәт қилған кишиләрни тутуш үчүн алий роһанийлардин һоқуқ апту.
Acts UyCyr 9:15  Рәббимиз Әйса униңға: — Баривәр, Мән бу адәмни йәһудий әмәсләргә вә уларниң падиша­лириға һәм исраилларға Мени тонуштуруш үчүн Өзәм таллидим.
Acts UyCyr 9:16  Мән униңға Мениң үчүн җәзмән хилму-хил азап-оқубәт тартишқа тоғра келидиғанлиғиниму көрситимән, — деди.
Acts UyCyr 9:17  Буниң билән Һанания һелиқи өйгә берип, қоллирини Саулниң учисиға тәккүзүп: — Қериндишим Саул, бу йәргә келиватқиниңда йолда саңа көрүн­гән Рәббимиз Әйса көзлириң әслигә кәлсун вә сени Муқәддәс Роһқа чөмсун, дәп мени шәхсән Өзи әвәтти, — деди.
Acts UyCyr 9:18  Шу һаман Саулниң көзлиридин белиқ қасириғидәк нәрсиләр чүшүп, көзлири ечилип көрәләйдиған болди. У орнидин туруп чөмүл­дүрүшни қобул қилди.
Acts UyCyr 9:19  Тамақ йегәндин кейин җисманий қувитиму әслигә кәлди. Саул Дәмәшқтики мәсиһийләрниң йенида бир нәччә күн турди вә
Acts UyCyr 9:20  дәрһал йәһудий ибадәтханилириға берип, «һәзрити Әйса Худа Оғли», дәп тәлим беришкә башлиди.
Acts UyCyr 9:21  Аңлиғучилар униң сөзлиридин һәйран болушуп: — Бу адәм Йерусалимда Әйсаға ишәнгүчиләргә вәһшиләрчә зиян­кәшлик қилған һелиқи адәм әмәсму? Бу йәргиму мәсиһийләрни алий роһанийларға тутуп бериш мәхситидә кәлгәнмиду? — дейишти.
Acts UyCyr 9:22  Лекин Саул техиму қайил қиларлиқ тәлим берип, Дәмәшқтики йәһудийларни һәзрити Әйсаниң Қутқазғучи-Мәсиһ екәнлигини рәт қилишқа амалсиз қалдурди.
Acts UyCyr 9:23  Бир мәзгилдин кейин йәһудийлар Саулға сүйиқәст қилмақчи болди.
Acts UyCyr 9:24  Саулни тутуп өлтүрүш үчүн улар кечә-күндүз шәһәр дәрвазисида уни күтти. Бирақ бири уларниң уни қәстлимәкчи болғинини Саулға йәткүзүп қойди.
Acts UyCyr 9:25  Шуңа униң шагиртлири бир күни кечидә уни чоң севәткә олтарғузуп, сепилдин артилдуруп чүшәрди.
Acts UyCyr 9:26  Саул Йерусалимға берип, у йәрдики мәсиһийләргә қошулмақчи болди. Лекин мәсиһийләр униң һәзрити Әйсаға ишәнгәнлигигә ишәнмәй, униңдин қорқти.
Acts UyCyr 9:27  Бирақ Барнаба униңға ярдәмчи болуп, уни әлчиләр билән көрүштүрди. Уларға Саулниң Дәмәшқ йолида Рәббимиз Әйсани қандақ көргәнлигини, Рәббимиз Әйсаниңму униңға гәп қилғанлиғини чүшәндүрди вә Дәмәшқтә униң һәзрити Әйса һәққидә қандақ җүръәт билән тәлим бәргәнлигини уқтуруп, уларни қайил қилди.
Acts UyCyr 9:28  Буниң билән Саул Йерусалимда әлчиләр билән биллә болуп, жүрәклик һалда Рәббимиз Әйса һәққидә тәлим бәрди.
Acts UyCyr 9:29  У йәнә грекчә сөзлишидиған йәһудийлар биләнму сөзлишип, талишип қалди. Буниң билән улар уни өлтүрүвәтмәкчи болди.
Acts UyCyr 9:30  Мәсиһийләр бу иштин хәвәр тепип, уни Қәйсәрийә шәһиригә елип берип, у йәрдин Тарсус дегән шәһәргә йолға салди.
Acts UyCyr 9:31  У чағда Йәһудийә, Җәлилийә вә Самарийәләрдики мәсиһийләр җамаити бир мәзгил течлиққа еришти. Муқәддәс Роһниң ярдими билән уларниң ишәнчи күчийип, һемишәм садақәтмәнлик билән Худа йолида маңди. Уларниң саниму күндин-күнгә көпәйди.
Acts UyCyr 9:32  Шу вақитта мәсиһийләрни йоқлаш үчүн һәр қайси җайларни арилап жүргән Петрус бир қетим Лидда шәһиридә туридиған мәсиһийләр билән көрүшти.
Acts UyCyr 9:33  У йәрдә у Әнеяс исимлиқ бир адәмни учратти. Бу адәм паләч болуп, орун тутуп ятқили сәккиз жил болған екән.
Acts UyCyr 9:34  Петрус униңға: — Әнеяс, Әйса Мәсиһ сени сақайтти. Орнуңдин туруп, көрпәңни жиғиштур, — деди. Әнеяс дәрһал орнидин турди.
Acts UyCyr 9:35  Буни көргән Лидда шәһиридики вә Шарон районидики нурғун адәмләр Рәббимиз Әйсаға ишәнди.
Acts UyCyr 9:36  Җаффа шәһиридә Табита исимлиқ бир аял мәсиһий бар еди. (Грекчә исми «Доркас» болуп, «кейик» дегән мәнада.) У һәр вақит яхши иш қилидиған болуп, намратларға ярдәм берәтти.
Acts UyCyr 9:37  Бир күни у кесәл болуп, өлүп кәтти. Кишиләр җәсәтни жуюп кепинләп, үстүнки қәвәттики өйгә ятқузуп қойди.
Acts UyCyr 9:38  Җаффа шәһири Лидда шәһиригә йеқин еди. Шуңа Җаффадики мәсиһийләр Петрусниң Лиддада екәнлигини аңлап, униң алдиға икки адәм әвәтип: — Чапсан йетип келиң! — дәп тәклип қилди.
Acts UyCyr 9:39  Петрус дәрһал йолға чиқип, улар билән биллә Җаффаға кәлди. Петрус Җаффаға йетип келиши билән үстүнки қәвәттики өйгә башлап чиқилди. Барлиқ тул аяллар Петрусниң әтрапиға олишип, жиға-зар қилишти вә Доркасниң һаят вақтида өзлиригә тикип бәргән кийимлирини униңға көрситишти.
Acts UyCyr 9:40  Петрус һәммисини чиқириветип, тизлинип олтирип, Худаға дуа қилғандин кейин, җәсәткә қарап: — Табита, орнуңдин тур! — деди. Табита көзини ечип, Петрусни көрүп, бешини көтирип олтарди.
Acts UyCyr 9:41  Петрус алдиға берип, уни йөләп турғузди вә тул аяллар билән башқа мәсиһийләрни чақирип, Доркасни уларға тирик тапшуруп бәрди.
Acts UyCyr 9:42  Бу хәвәр пүтүн Җаффаға тарқилип, нурғун кишиләр Рәббимиз Әйсаға ишәнди.
Acts UyCyr 9:43  Петрус Җаффада Шимон исимлиқ бир терә әйлигүчиниң өйидә бир мәзгил турди.
Chapter 10
Acts UyCyr 10:1  Қәйсәрийә шәһиридә Корнилий исимлиқ бир адәм болуп, у Рим қошунидики «Италия» дәп аталған қисимниң йүз беши еди.
Acts UyCyr 10:2  У Худани қәдирләйдиған адәм болуп, өзи вә өйдикилириниң һәммиси Худаға ибадәт қилатти. У гәрчә йәһудийларниң хуши йоқ римлиқлардин болсиму, мәртлик билән намрат йәһудийларға пул берәтти вә дайим Худаға дуа қилатти.
Acts UyCyr 10:3  Бир күни чүштин кейин саат үчләрдә униңға бир ғайибанә аламәт көрүнди. У Худаниң бир периш­тәсиниң өзиниң йениға кәлгәнлигини очуқ көрди. Периштә уни: — Корнилий! — дәп чақирди.
Acts UyCyr 10:4  Корнилий интайин чөчүгән һалда униңға көзлирини тикип: — Тәхсир, немә иш? — дәп сориди. Периштә униңға: — Сениң дуалириң вә намратларға қилған хәйир-сахавитиң һәққи­дики хәвәрләр Худаға йәтти.
Acts UyCyr 10:5  Әнди сән Җаффаға адәм әвәтип, Симун Петрус исимлиқ кишини чақиртип кәл.
Acts UyCyr 10:6  У Шимон исимлиқ бир терә әйлигүчиниң өйидә меһман болуп туруватиду. Шимонниң өйи болса деңиз бойида, — деди.
Acts UyCyr 10:7  Униңға гәп қилған периштә ғайип болғандин кейин, Корнилий өй хизмәтчилиридин иккисини вә шәхсий ярдәмчилири ичидики садақәт­мән бир ләшкәрни чақирди.
Acts UyCyr 10:8  Болған ишларни уқтурғандин кейин, уларни Җаффаға әвәтти.
Acts UyCyr 10:9  Әтиси улар Җаффаға йеқин барғанда, чүш вақти болуп, Петрус дуа қилиш үчүн өгүзгә чиқти.
Acts UyCyr 10:10  Униң қосиғи ечип, бир нәрсә йегүси кәлгән еди. Тамақ тәйярлиниватқанда, Петрусниң көзигә бир ғайибанә аламәт көрүнди.
Acts UyCyr 10:11  Асман ечилип, кәң дәстихандәк бир нәрсиниң төрт бүҗигидин бағланған һалда йәр йүзигә чүшириливатқанлиғидәк бир һаләтни көрди.
Acts UyCyr 10:12  Дәстиханда һәр хил төрт путлуқ һайванлар, йәр-беғирлиғучилар, учар қанатларму бар болуп, уларниң арисида һарам һайванларму бар еди.
Acts UyCyr 10:13  Униңға: — Орнуңдин тур, Петрус, уларни союп йә! — дегән аваз аңланди.
Acts UyCyr 10:14  — Әй Рәббим, һәргиз болмайду! Мән һеч қачан һеч қандақ напак, һарам нәрсини ағзимға алған әмәсмән! — деди Петрус.
Acts UyCyr 10:15  Бирақ Петрусқа йәнә: — Худа һалал дегәнни сән һарам десәң болмайду, — дегән аваз аңланди.
Acts UyCyr 10:16  Бу иш үч қетим тәкрарлинип, дәстиханға охшайдиған һелиқи нәрсә асманға елип чиқип кетилди.
Acts UyCyr 10:17  Петрус көзигә көрүнгән аламәтниң мәнасини чүшинәлмәй ойлап турғанда, Корнилий әвәткән кишиләр Шимонниң өйини тепип, дәр­ваза алдида туруп:
Acts UyCyr 10:18  — Симун Петрус исимлиқ бир меһман бу йәрдә турамду, қандақ? — дәп вақириди.
Acts UyCyr 10:19  Петрус техичә һелиқи ғайибанә аламәтниң мәнаси зади немиду, дәп ойлавататти. Муқәддәс Роһ униңға: — Сени үч адәм издәп кәлди.
Acts UyCyr 10:20  Пәскә чүш. Улар йәһудий болми­симу, уларни капир демәй вә иккиләнмәй улар билән биллә бар, чүнки уларни Мән әвәттим, — деди.
Acts UyCyr 10:21  Петрус пәскә чүшүп, һелиқи адәмләргә: — Силәр издигән киши мән болимән. Бу яққа келишиңларниң сәвәви немикин? — дәп сориди.
Acts UyCyr 10:22  — Бизни римлиқ йүз беши Корнилий әвәтти. У Худаға ибадәт қилидиған дурус адәм болуп, пүтүн йәһудий хәлқиниң һөрмитигә сазавәрдур. Худаниң бир муқәддәс периштәси униңға сизни өйигә чақиртип, тәлимиңизни аңлашни буйруған, — дәп җавап бәрди улар.
Acts UyCyr 10:23  Бу сөзләрни аңлиған Петрус уларни өйгә тәклип қилип, қонду­руп меһман қилди. Әтиси Петрус улар билән биллә йолға чиқти. Җаффадики мәсиһий­ләрниң бәзилириму улар билән биллә барди.
Acts UyCyr 10:24  Иккинчи күни улар Қәйсәрийәгә йетип барди. Корнилий туққанлири вә йеқин яр-бурадәрлирини өйигә жиғип, Петрусларни күтүп туратти.
Acts UyCyr 10:25  Петрус өйгә киргәндә, Корнилий алдиға чиқип, айиғиға баш қоюп сәҗдә қилди.
Acts UyCyr 10:26  Петрус дәрһал уни йөләп турғузуп: — Орнуңиздин туруң! Мәнму сизгә охшашла бир адәм! — деди.
Acts UyCyr 10:27  Петрус Корнилийгә гәп қилғач өйгә кирди. У өйниң ичигә жиғил­ған җамаәтни көрүп,
Acts UyCyr 10:28  уларға: — Силәргә мәлумки, биз йәһудийларниң йәһудий әмәсләр билән алақә қилишимиз әнъәнивий қаидимизгә хилап, һәтта өйлириңларға кирсәкму болмайду. Лекин Худа маңа бир көрүнүш арқилиқ һәр қан­дақ кишини напак демәслигим керәклигини көрсәтти.
Acts UyCyr 10:29  Шуниң үчүн силәр адәм әвәтип мени чақирғанда, иккиләнмәй алдиңларға кәлдим. Әнди мениң соримақчи болғиним, мени немишкә чақирдиңлар? — деди.
Acts UyCyr 10:30  Корнилий мундақ деди: — Төрт күнниң алдида, дәл мошу вақитта, йәни чүштин кейин саат үчләрдә, мән өйдә дуа қиливататтим. Туюқсиз кийимлиридин нур чақнап туридиған бир периштә адәм шәклидә алдимда пәйда болуп:
Acts UyCyr 10:31  «Корнилий! Дуайиң Худаға йәтти. Худа намратларға қилған хәйир-саха­­витиңдинму хәвәрдар.
Acts UyCyr 10:32  Шуңа Җаффаға адәм әвәтип, Симун Петрус исимлиқ адәмни чақиртип кәл. У терә әйлигүчи Шимонниң өйидә меһман болуп туриду. Шимонниң өйи деңиз бойида», деди.
Acts UyCyr 10:33  Шуниң үчүн дәрһал өзлирини чақирип келишкә адәм әвәткән едим. Өзлири­ниң қәдәм тәшрип қилғанлири толиму убдан болди. Әнди биз һәммимиз Худа өзлиригә дегән барлиқ сөзләрни аңлаш үчүн Худаниң алдида тәйяр туруптимиз.
Acts UyCyr 10:34  Петрус сөзини башлап мундақ деди: — Худаниң һәр қандақ адәмни, мәйли у қайси милләттин болуши­дин қәтъий нәзәр тәң көридиғанлиғини, садақәтмән вә тоғра иш қилидиған киши болсила, Худаниң уни қобул қилидиғанлиғини әнди чүшәндим.
Acts UyCyr 10:35  Петрус сөзини башлап мундақ деди: — Худаниң һәр қандақ адәмни, мәйли у қайси милләттин болуши­дин қәтъий нәзәр тәң көридиғанлиғини, садақәтмән вә тоғра иш қилидиған киши болсила, Худаниң уни қобул қилидиғанлиғини әнди чүшәндим.
Acts UyCyr 10:36  Силәр Худа исраил хәлқигә йәткүзгән Хуш Хәвәрни аңлиғанғу. Худа пүтүн инсанларниң Егиси болған Әйса Мәсиһ арқилиқ бизни Өзи билән яраштурди.
Acts UyCyr 10:37  Силәрниң Йәһия пәйғәмбәр чөмүлдүрүш чақириғини йәткүзгәндин тартип, Җәлилийә өлкисидин башлап пүткүл Йәһудийә зиминлирида йүз бәргән насирәлик Әйсаға мунасивәтлик зор вақиәләрдин хәвириңлар бар.
Acts UyCyr 10:38  Худа Уни тайинлап, Униңға Өзиниң Муқәддәс Роһи вә күч-қудритини ата қилди. У һәммә йәрни кезип, яхши ишларни қилип, шәйтанниң илкидә болғанларниң һәммисини сақайтти, чүнки Худа Униңға яр еди.
Acts UyCyr 10:39  Биз әлчиләр Униң Йерусалим вә Исраилниң башқа йәрлиридә қилған пүтүн ишлириниң гувачилири. Гәрчә һәзрити Әйса Йерусалимда чапрас яғачқа миқлинип өлтүрүлгән болсиму,
Acts UyCyr 10:40  үчинчи күни Худа Уни қайта тирилдүрүп кишиләр арисида намайән қилди. Бирақ һәммә кишигә әмәс, пәқәт Өзи таллиған гувачилар, йәни У өлүмдин тирилгәндин кейин Униң билән бир дәстиханда олтарған биз әлчиләр арисида намайән қилди.
Acts UyCyr 10:41  үчинчи күни Худа Уни қайта тирилдүрүп кишиләр арисида намайән қилди. Бирақ һәммә кишигә әмәс, пәқәт Өзи таллиған гувачилар, йәни У өлүмдин тирилгәндин кейин Униң билән бир дәстиханда олтарған биз әлчиләр арисида намайән қилди.
Acts UyCyr 10:42  У бизниң Хуш Хәвәрни йәткүзүшимизни, тирикләр вә өлгәнләрниң Сорақчиси қилинип тайинланған Кишиниң Өзи екәнлигини хәлиққә җакалишимизни буйриди.
Acts UyCyr 10:43  Пәйғәмбәр­ләрниң һәммиси У һәқтә: «Һәзрити Әйсаға ишәнгәнләрниң гуналири Униң нами билән кәчүрүм қилиниду», дегән.
Acts UyCyr 10:44  Петрус Худаниң бу сөзлирини қиливатқанда, аңлаватқан һәммә кишиниң вуҗудиға Муқәддәс Роһ чүшти.
Acts UyCyr 10:45  Петрус билән биллә Җаффадин кәлгән һәзрити Әйсаға ишәнгән йәһудийлар Худаниң Муқәддәс Роһни йәһудий әмәсләргиму ата қилғанлиғини көрүп бәк һәйран болушти.
Acts UyCyr 10:46  Уларниң башқиларниң өзлиригиму намәлум болған тилларда сөзлишип, Худаниң улуқлуғини мәдһийиләватқанлиғини аңлиғанлиғи шүбһисиз еди. Шуңа Петрус:
Acts UyCyr 10:47  — Худа худди бизгә ата қилғандәк, уларғиму Муқәддәс Роһни ата қилған турса, уларни суға чөмүлдүрүшни қобул қилишқа ким қошул­матти?! — деди.
Acts UyCyr 10:48  Шуниң билән Петрус уларниң Әйса Мәсиһниң намида чөмүл­дүрү­лүшини буйриди. Кейин уларниң тәливи бойичә Петрус улар билән биллә бир нәччә күн турди.
Chapter 11
Acts UyCyr 11:1  Әлчиләр вә пүткүл Йәһудийә өлкисидики башқа мәсиһийләр бәзи йәһудий әмәсләрниңму Худаниң сөзини қобул қилған­лиғини аңлиди.
Acts UyCyr 11:2  Шуңа Петрус Йерусалимға қайтқанда, һәзрити Әйсаға ишәнгән йәһудийларниң бәзилири уни әйипләп:
Acts UyCyr 11:3  — Сениң хәтнә қилинмиған йәһудий әмәсләрниң өйидә меһман болуп, улар билән һәмдәстихан болғиниң зади қандақ иш?! — деди.
Acts UyCyr 11:4  Петрус пүтүн ишниң җәриянини уларға бир-бирләп чүшәндүрди.
Acts UyCyr 11:5  У мундақ деди: — Җаффа шәһиридә дуа қиливатқинимда, бир ғайибанә аламәтни көрдүм. Кәң дәстихандәк бир нәрсә төрт бүҗигидин бағланған һалда асмандин чүшүп, мениң йенимда тохтап қалди.
Acts UyCyr 11:6  Сәп селип қарисам, униң ичидә һәр хил төрт путлуқ һайванлар, явайи һайванатлар, йәр-беғирлиғучилар, учар қанатларму бар екән.
Acts UyCyr 11:7  Кейин маңа: «Орнуңдин тур, Петрус, уларни союп йә!» дегән аваз аңланди.
Acts UyCyr 11:8  Мән: «Әй Рәббим, һәргиз болмайду! Мән һеч қачан һәр қандақ напак, һарам нәрсини ағзимға алған әмәсмән!» дедим.
Acts UyCyr 11:9  Бирақ маңа йәнә: «Худа һалал дегәнни сән һарам демә», дегән аваз аңланди.
Acts UyCyr 11:10  Бу иш үч қетим шундақ тәкрарлинип, ахири һелиқи нәрсә асманға елип чиқип кетилди.
Acts UyCyr 11:11  Дәл шу чағда Қәйсәрийәдин мени чақиришқа әвәтилгән үч киши мән турған өйниң дәрвазисиниң алдиға кәлди.
Acts UyCyr 11:12  Муқәддәс Роһ мени, гәрчә улар йәһудий болмисиму, иккиләнмәй улар билән биллә беришқа буйриди. Җаффадин кәлгән бу алтә қериндашму мениң билән биллә барди. Қәйсәрийәгә йетип келип, Корнилий исимлиқ адәмниң өйигә кирдуқ.
Acts UyCyr 11:13  Корнилий бизгә өзиниң өйидә бир периштәни қандақ көргәнлигини ейтти. Периштә униңға: «Сән Җаффаға адәм әвәтип, Симун Петрус исимлиқ адәмни чақиртип кәл,
Acts UyCyr 11:14  у саңа сениң вә аиләңниң қутқузулуш йолини сөзләп бериду», дегән екән.
Acts UyCyr 11:15  Мән гәп қилишқа башлиғанда, Муқәддәс Роһ худди бурун бизниң вуҗудумизға чүшкинидәк, уларғиму чүшти.
Acts UyCyr 11:16  Шу чағда Рәббимиз Әйсаниң: «Йәһия пәйғәмбәр кишиләрни чөмүлдүргән, лекин силәр Муқәддәс Роһқа чөмдүрүлисиләр», дегинини есимгә алдим.
Acts UyCyr 11:17  Наһа­йити рошәнки, биз Әйса Мәсиһкә ишәнгәнликтин, Худа бизгә Өзиниң Роһини ата қилғиниға охшаш, Уни йәһудий әмәсләргиму ата қилди. Шундақ турса, мән Худаға қандақму тосқун­луқ қилалаттим?!
Acts UyCyr 11:18  Улар бу сөзләрни аңлиғанда, Петрусни әйипләшни тохтитип, Худа­­ға мәдһийә ейтип: — Йәһудий әмәсләрму яман йоллиридин йенип товва қилса, Худа уларғиму мәңгү һаятқа еришиш пурсити яритип беридикән! — дейишти.
Acts UyCyr 11:19  У чағда Истипанниң өлтүрүлүш вақиәсидин кейин чиққан зиян­кәш­лик түпәйлидин һәр қайси җайларға тарқилип кәткән мәсиһийләрниң бәзилири һәтта Фәникийә райони, Сипрус арили вә Сурийәдики Антакя шәһири дегән җайларға кетишти. Улар Худаниң сөзини пәқәт йәһудийларғила йәткүзәтти.
Acts UyCyr 11:20  Лекин Сипрус арили вә Кирини шәһиридин кәлгән бәзи мәсиһийләр Антакя шәһиригә берип, Рәббимиз Әйса һәққидики Хуш Хәвәрни йәһудий әмәсләргиму йәткүзди.
Acts UyCyr 11:21  Рәббимизниң күч-қудрити улар билән биллә болғачқа, нурғун кишиләр уларниң сөзлиригә ишинип, Рәббимиз Әйсаға ишәнди.
Acts UyCyr 11:22  Бу хәвәр Йерусалимдики мәсиһийләр җамаитигә йетип кәлди. Улар билип беқиш үчүн Барнабани Антакяға әвәтти.
Acts UyCyr 11:23  Барнаба йетип берип, Худаниң у йәрдики хәлиққә бәхит ата қилғанлиғини көрүп, хошал болди. У көпчиликни җан-дили билән Рәббимиз Әйсаға садиқ болушқа илһамландурди.
Acts UyCyr 11:24  У Муқәддәс Роһқа чөмгән, имани камил, яхши бир адәм болуп, униң түрткисидә нурғун адәм Рәббимиз Әйсаға ишәнди.
Acts UyCyr 11:25  Кейин Барнаба Тарсус шәһиригә Саулни издәп берип,
Acts UyCyr 11:26  уни тепип Антакяға елип кәлди. Иккиси мәсиһийләр җамаити билән биллә толуқ бир жил туруп, нурғун адәмгә һәзрити Әйса һәққидә тәлим бәрди. Әйса Мәсиһкә ишәнгәнләрни «мәсиһийләр» дәп аташ Антакядин башланди.
Acts UyCyr 11:27  У күнләрдә Йерусалимдин Антакяға бәзи пәйғәмбәрләр кәлди.
Acts UyCyr 11:28  Булардин Агабус исимлиқ бири Муқәддәс Роһниң тәсири билән оттуриға чиқип, пүткүл Рим дуниясида қаттиқ ачарчилиқ болиди­ған­лиғини алдин-ала ейтти. (Бу ачарчилиқ дәрвәқә Клавдиюс падиша һөкүм сүргән жилларда йүз бәрди.)
Acts UyCyr 11:29  Буниң билән Антакядики мәсиһий­ләр һәр бири өз әһвалиға қарап, сәдиқә пул жиғип, Йәһудийә өлкисидә яшайдиған мәсиһийләргә ярдәм беришни қарар қилди.
Acts UyCyr 11:30  Улар бу қарарни әмәлгә ашуруп, топлиған сәдиқә пуллирини Барнаба вә Саул арқилиқ Йәһудийәдики мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчилиригә йәткүзүп бәрди.
Chapter 12
Acts UyCyr 12:1  Шу чағларда Һирод хан мәсиһийләр җамаитидики бәзи киши­ләрни тутуп, уларға зиянкәшлик қилишқа башлиди.
Acts UyCyr 12:2  У Юһаннаниң акиси Яқупниң каллисини алдурди.
Acts UyCyr 12:3  Өзиниң бу һәрикитидин йәһудийларниң рази болғанлиғини көрүп, Петрусни тутқун қилишни буйриди. Бу вақиә «Петир нан» һейти мәзгилидә йүз бәрди.
Acts UyCyr 12:4  Петрусни тутқандин кейин, уни зинданға ташлап, һәр бири төрт ләшкәрдин тәшкил тапқан төрт новәтчи қаравуллар топиға тапшурди. Һейттин кейин Һирод хан уни очуқ сот қилип өлтүрмәкчи болди.
Acts UyCyr 12:5  Петрус зинданда тутуп турулди. Лекин мәсиһийләр җамаитидики қериндашлар униң үчүн Худаға сәмимий дуа қилишти.
Acts UyCyr 12:6  Һирод хан Петрусни елип чиқип сот қилишниң алдинқи кечиси Петрус икки зәнҗир билән бағланған болуп, икки қаравулниң оттури­сида ухлавататти. Ишикниң сиртиғиму қаравул қоюлған еди.
Acts UyCyr 12:7  Туюқсиз зинданға күчлүк бир йоруқ нур чүшүп, Худаниң бир периштәси көрүнди. Периштә Петрусниң мүрисигә қеқип: — Тез тур! — дәп ойғатти. Петрусниң қоллиридики зәнҗир шу ан бошап чүшүп кәтти.
Acts UyCyr 12:8  Периштә униңға: — Кийимиңни кийивал. Айиғиңниму кий, — деди. Петрус униң дегинини қилди. Периштә йәнә: — Чапиниңни йепинчақлап кәйнимдин маң, — деди.
Acts UyCyr 12:9  Петрус униңға әгишип зиндандин чиқти, бирақ у периштәниң қиливатқининиң растлиғини билмәй, бир ғайибанә аламәт көрүпти­мән, дәп ойлиған еди.
Acts UyCyr 12:10  Улар биринчи вә иккинчи қаравул постидин өтүп, зинданниң шәһәргә чиқидиған төмүр дәрвазисиға барғанда, дәрваза өзлүгидин ечилип кәтти. Улар дәрвазидин чиқип, бир кочи­дин өткәндә, периштә туюқсиз Петрусниң йенидин ғайип болди.
Acts UyCyr 12:11  Шу чағда Петрус есигә келип, өзигә: «Әнди мән бу ишниң растли­ғини билдим. Рәббим бир периштә әвәтип, мени Һирод ханниң қолидин вә йәһудийларниң маңа қилмақчи болған барлиқ зиянкәш­лигидин қутқузупту», деди.
Acts UyCyr 12:12  Петрус бу әһвални чүшинип, Маркус дәпму аталған Юһаннаниң аниси Мәрийәмниң өйигә барди. У йәрдә нурғун кишиләр жиғилип, дуа-тилавәт қиливататти.
Acts UyCyr 12:13  Петрус дәрвазини қаққанда, Рода исимлиқ бир хизмәткар қиз авазни аңлап чиқти.
Acts UyCyr 12:14  У Петрусниң авазини тонуп, хошаллиғидин ишикниму ачмай жүгрәп кирип, көпчиликкә: — Петрус дәрваза алдида туриду! — дәп хәвәр қилди.
Acts UyCyr 12:15  — Сараң болуп қалдиңму?! — дейишти улар. Лекин хизмәткар қиз раст, дәп турувалди. Улар: — Бу униң роһи болса керәк! — дейишти.
Acts UyCyr 12:16  Петрус дәрвазини қеқивәргәндин кейин, улар чиқип дәрвазини ечип қариса, дәрвәқә у екән! Һәммиси аң-таң болушти.
Acts UyCyr 12:17  Петрус көпчи­­ликкә аваз чиқармаслиққа қол ишаритини қилип, уларға Худаниң өзини зиндандин қандақ елип чиққанлиғини чүшәндүрди. Андин кейин у: — Бу хәвәрни Яқупқа вә башқиларға уқтуруп қоюңлар, — дәп өзи у йәрдин башқа яққа кәтти.
Acts UyCyr 12:18  Таң атқанда қаравуллар алақзадә болушуп кәтти. Улар Петрусниң қандақ чиқип кәткәнлигини биләлмиди.
Acts UyCyr 12:19  Һирод хан уни издәшкә әмир қилди, лекин униң из-деригини тапалмиди. Шуниң билән у қаравулларни сорақ қилип, уларға өлүм җазаси беришни буйриди. Униңдин кейин Һирод хан Йәһудийә өлкисидин Қәйсәрийә шәһиригә қайтип кәтти.
Acts UyCyr 12:20  Кейин Һирод хан Тир вә Сидон хәлқигә қаттиқ аччиқланди. Бу хәлиқләр ашлиқни ханниң илкидики җайлардин алидиған болғачқа, улар бирлишип, Һирод хан билән яришивелиш үчүн униң алдиға вәкил әвәтти. Улар алди билән Виластус исимлиқ муһим әмәлдарниң һисдашлиғини қолға кәлтүрди.
Acts UyCyr 12:21  Бәлгүләнгән көрүшүш күнидә Һирод ханлиқ тонини кийип, тәхти­дә олтирип, уларға нутуқ сөзлиди.
Acts UyCyr 12:22  Улар: — Бу адәмниң сөзлири әмәс, бәлки худаларниң бириниң сөзидур! — дәп жуқури аваз билән уни махташти.
Acts UyCyr 12:23  Һирод Худаға тәәллуқ шан-шәрәпни өзиниң қиливалғанлиғи үчүн, Худаниң периштәси шу ан уни урди. Нәтиҗидә у қурутлап өлди.
Acts UyCyr 12:24  Лекин Худаниң сөзи давамлиқ тарқилип, Униңға ишәнгүчи­ләрниң сани көпәймәктә еди.
Acts UyCyr 12:25  Барнаба билән Саул Йерусалимда сәдиқә пулни тапшуруп бәргәндин кейин, Антакяға қайтип кәтти. Улар Юһанна (Маркус)ни биллә елип кәтти.
Chapter 13
Acts UyCyr 13:1  Антакядики мәсиһийләр җамаитидә бәзи пәйғәмбәрләр вә тәлим бәргүчиләр бар еди. Улар Барнаба, «Қара» ләқәмлик Шимон, киринилик Луки, Һирод хан билән биллә чоң болған Менаһен вә Саул қатарлиқлар еди.
Acts UyCyr 13:2  Бир күни улар Худаға ибадәт қилип, роза тутуватқан вақтида Муқәддәс Роһ уларға: — Барнаба билән Саулни Мән чақирған хизмәтләрни қилишқа аҗритиңлар, — деди.
Acts UyCyr 13:3  Шуниң билән улар йәнә азирақ вақит роза тутуп, дуа қилғандин кейин, Барнаба билән Саулни хизмәткә аҗритиш үчүн, уларниң учисиға қоллирини тәккүзүп уларни узитип қойди.
Acts UyCyr 13:4  Муқәддәс Роһниң буйруғи билән йолға чиққан Барнаба билән Саул Сәләкийә шәһиригә берип, у йәрдин кемигә олтирип, Сипрус дегән аралға қарап йолға чиқти.
Acts UyCyr 13:5  Улар Саламис шәһиригә йетип келип, йәһудий ибадәтханилирида Худаниң сөзлирини йәткүзүшкә башлиди. Юһанна (Маркус) уларниң ишлириға ярдәмләшти.
Acts UyCyr 13:6  Улар пүтүн арални арилап чиқип, Пафос шәһиригә кәлди. Улар у йәрдә өзини пәйғәмбәр дәп атавалған Барйәшу исимлиқ бир йәһудий сехиргәр билән учришип қалди.
Acts UyCyr 13:7  У сехиргәр бу аралниң билимлик римлиқ һакими Сергиюс Паулниң тонуши еди. Һаким Сергиюс Барнаба билән Саулни чақиртип, Худаниң сөзлирини аңлимақчи болди.
Acts UyCyr 13:8  Лекин һелиқи сехиргәр (униң грекчә исми Әлимас болуп, сехиргәр дегән мәнада) қарши чиқип, һакимниң Әйса Мәсиһкә ишини­шигә тосалғулуқ қилишқа тиришти.
Acts UyCyr 13:9  Бирақ Муқәддәс Роһқа чөмгән Саул (грекчә исми Павлус ) һелиқи сехиргәргә тиклинип қарап,
Acts UyCyr 13:10  униңға: — Һәй, шәйтанниң оғли! Һәммә адиллиқниң дүшминисән. Қәлбиң һәр хил һелигәрлик вә алдамчилиқ билән толған. Худаниң тоғра йоллирини бурмилашни зади тохтатмамсән?
Acts UyCyr 13:11  Әнди Худа сени җазаға тартиду! Көзлириң кор болуп, бир мәзгил күнниң йоруғини көрәлмәйсән! — деди. Шу ан Әлимас көзлирини бир қара туман тосиғанлиғини сәзди. У қоллирини узитип, башқиларниң йетәклишини өтүнди.
Acts UyCyr 13:12  Йүз бәргән әһвални көргән һаким уларниң Рәббимиз Әйса һәққидики тәлимлиригә һәйран болуп, һәзрити Әйсаға ишәнди.
Acts UyCyr 13:13  Павлус билән униң һәмралири кемигә олтирип, Пафостин Памфи­лийә өлкисиниң Пәргә шәһиригә барди. У йәрдә Юһанна (Маркус) улардин айрилип Йерусалимға қайтти.
Acts UyCyr 13:14  Павлуслар болса Пәргә шәһиридин сәпирини давамлаштуруп, Писидийә районидики Антакя шәһиригә берип, дәм елиш күни йәһудийларниң ибадәтханисиға кирди.
Acts UyCyr 13:15  Тәврат вә Пәйғәмбәрләрниң Язмилиридин тәлимләр оқулғандин кейин, ибадәтханиниң җавапкәр адәмлири уларни чақиртип: — Қериндашлар, әгәр җамаәтни илһамландуридиған гәп-сөзүңлар болса, ейтиңлар, — деди.
Acts UyCyr 13:16  Павлус орнидин туруп, қолини көтирип, халайиқни тиничлитип, мундақ деди: — Әй исраиллар вә йәһудий әмәс садақәтмәнләр, қулақ селиңлар!
Acts UyCyr 13:17  Исраиллар әзәлдин бери етиқат қилип кәлгән Худа әҗдатлиримизни таллиди. Улар Мисирда яшиған мәзгилдә Худа уларни улуқ бир милләт қилди. Худа күч-қудритини көрситип, қуллуқ әһвалға чүшүп қалған уларни Мисирдин қутқузуп чиқти,
Acts UyCyr 13:18  чөлдә уларға тәхминән қириқ жил ғәмхорлуқ қилди.
Acts UyCyr 13:19  У Қанан зиминидики йәттә милләтни йоқитип, уларниң зиминлирини исраил хәлқигә зиминлиққа бәрди.
Acts UyCyr 13:20  Бу ишларға илгири ахир болуп төрт йүз әллик жил кәтти. Кейин Худа Самуил пәйғәмбәрниң заманиғичә уларға батур йетәк­чи­ләрни тикләп бәрди.
Acts UyCyr 13:21  Кейин улар Самуил пәйғәмбәрдин бир падиша тайинлашни тәләп қилған еди. Шуңа Худа уларға Бинямин қәбилисидин Киш исимлиқ адәмниң оғли Саулни таллап бәрди. Саул қириқ жил падишалиқ қилди.
Acts UyCyr 13:22  Бирақ Худа Саулни тәхтидин чүширип, Давутни падиша қилип бәрди. Худа Падиша Давут һәққидә мундақ дегән еди: «Йишайниң оғли Давут Мени бәк хуш қилди. У Мән немә десәм, шуни қилиду!»
Acts UyCyr 13:23  Худа бурун вәдә бәргинидәк, Давут падишаниң әвлатлиридин исраилларға бир Қутқазғучи тайинлиди. У — һәзрити Әйсаниң Өзидур!
Acts UyCyr 13:24  Һәзрити Әйса Өзиниң вәзиписини башлаштин бурун, Йәһия пәйғәмбәр чиқип, исраил хәлқини гуналириға товва қилип чөмүлдүрүшни қобул қилишқа дәвәт қилди.
Acts UyCyr 13:25  Йәһия пәйғәмбәр вәзипини тамамлаш алдида, халайиққа мундақ дегән еди: «Силәр мени ким дәйсиләр? Мени Худа әвәтидиған Қутқаз­ғу­чи дәмсиләр? Яқ! Мән силәр күткән Адәм әмәсмән. У мәндин кейин келиду, мән һәтта Униң айиғиниң жиплирини йешишкиму лайиқ әмәсмән!»
Acts UyCyr 13:26  Әй Ибраһимниң әвлатлири болған қериндашлар вә йәһудий динини яқлайдиған йәһудий әмәсләр, қулақ селиңлар! Худа һәмми­миз­ни қутқузулсун дәп, бу Хуш Хәвәрни йәткүзди.
Acts UyCyr 13:27  Йерусалим хәлқи вә уларниң башлиқлири һәр дәм елиш күни ибадәтханида пәйғәмбәрләрниң һәзрити Әйса тоғрисидики язған сөзлириниң оқулушини аңлисиму чүшәнмәтти, һәзрити Әйсаниң Қутқазғучи екәнлигини тонуп йәтмигән еди. Уларниң һәзрити Әйсани өлүм җазасиға лайиқ дейиши билән, пәйғәмбәрләрниң алдин-ала ейтқан­лири әмәлгә ашти.
Acts UyCyr 13:28  Улар һәзрити Әйсани өлүм җазасиға һөкүм қилишқа бирәр гуна тапалмиған болсиму, һаким Пилатустин йәнила Униңға өлүм җазасини беришни тәләп қилди. Пилатус қошулди.
Acts UyCyr 13:29  Улар бу ишларни пәйғәмбәрләрниң Қутқазғучи һәққидә алдин-ала ейтқанлирини билмәстин қилди. Һәзрити Әйса өлгәндин кейин, Униң җәсиди чапрас яғачтин чүширилип, дәпнә қилинди.
Acts UyCyr 13:30  Лекин Худа һәзрити Әйсани өлүмдин тирилдүрди!
Acts UyCyr 13:31  Тирилгәндин кейин һәзрити Әйса бурун Өзи билән биллә Җәлилийә өлкисидин Йерусалимғичә әгишип кәлгәнләргә көп қетим көрүнди. Һазир бу кишиләр исраил хәлқигә һәзрити Әйсаниң гувачиси болуватиду.
Acts UyCyr 13:32  Бизму һазир бу Хуш Хәвәрни силәргә йәткүзүватимиз. Худа һәзрити Әйсани тирилдүрүш билән, әҗдатлиримизға қилған вәдиси­ни бизниң дәвримиздә әмәлгә ашурди! Бу һәқтә падиша Давут Зәбурниң иккинчи нәзмисидә алдин-ала мундақ хатирилигән: «Сән Мениң Оғлум. Бүгүн Сениң Атаң екәнлигимни җакалидим».
Acts UyCyr 13:33  Бизму һазир бу Хуш Хәвәрни силәргә йәткүзүватимиз. Худа һәзрити Әйсани тирилдүрүш билән, әҗдатлиримизға қилған вәдиси­ни бизниң дәвримиздә әмәлгә ашурди! Бу һәқтә падиша Давут Зәбурниң иккинчи нәзмисидә алдин-ала мундақ хатирилигән: «Сән Мениң Оғлум. Бүгүн Сениң Атаң екәнлигимни җакалидим».
Acts UyCyr 13:34  Худа­ниң һәзрити Әйсани мәңгү чиримас қилип тирилдүргәнлиги һәққидә Муқәддәс Язмиларда алдин-ала мундақ йезилған: «Падиша Давутқа қилған вәдәмдә туруп, силәргә муқәддәс вә муқәррәр бәхит ата қилимән!»
Acts UyCyr 13:35  Бу һәқтә Зәбурниң йәнә бир йеридә техиму айдиңлаш­ту­рулуп мундақ йезилған: «Худа, Сән садиқ Хизмәткариңниң тениниң­му чиришигә йол қоймайсән».
Acts UyCyr 13:36  Бу йәрдики «садиқ Хизмәткар» дегән сөз падиша Давутқа қаритилған әмәс. Чүнки падиша Давут өзиниң заманида Худаниң ирадиси бойичә хизмәт қилип, аләмдин өтүп йәргә көмүлгән. Униң тени чирип кәткән.
Acts UyCyr 13:37  Һәзрити Әйса болса, Худа тәрипидин тирилдүрүлди. Униң тени пәқәт чиримиди.
Acts UyCyr 13:38  Шуңа, қериндашлар, шуни билишиңлар керәкки, бизниң силәргә йәткүзү­ватқан гунадин кәчүрүм қилиниш йоли һәзрити Әйсаниң қилғанлири арқилиқла мүмкин болиду.
Acts UyCyr 13:39  Муса пәйғәмбәргә чүширилгән Тәврат қануниға бойсунушқа һәр қанчә тиришсаңларму, гуналириңлар кәчүрүм қилинмайду. Худа пәқәт һәзрити Әйса арқилиқла силәрни һәққаний адәм дәп қарайду.
Acts UyCyr 13:40  Шуңа пәйғәмбәрләр алдин-ала ейтқан балаю-апәт бешиңларға келип қалмаслиқ үчүн, еһтият қилип, уларниң сөзлиригә диққәт қилиңлар:
Acts UyCyr 13:41  «Қулақ селиңлар, әй Мени мәсқирә қиливатқанлар! Алақзадиликкә чүшүп, өлисиләр! Чүнки Мениң заманиңларда қилмақчи болған ишлиримни көргиниңларда, Кишиләр уни силәргә чүшәндүрсиму ишәнмәйсиләр!»
Acts UyCyr 13:42  Павлус билән Барнаба ибадәтханидин чиқиватқанда, җамаәт улар­ни келәрки дәм елиш күни бу ишлар һәққидә йәнә тәлим беришкә тәклип қилди.
Acts UyCyr 13:43  Җамаәт тарқалғанда, нурғун йәһудийлар вә уларниң динини яқлайдиған йәһудий әмәсләрму Павлус билән Барнабаға әгәшти. Бу иккиси уларға сөз қилип, «Худаниң меһир-шәпқитидә яшашни давамлаштуруңлар!» дәп илһамландурди.
Acts UyCyr 13:44  Кейинки дәм елиш күни пүтүн шәһәр хәлқи дегидәк Рәббимиз Әйса һәққидики сөзләрни аңлиғили келишти.
Acts UyCyr 13:45  Бирақ бунчә көп адәмләрни көргән бир қисим йәһудийлар көрәлмәслик қилишқа башлиди. Улар Павлусниң сөзлирини рәт қилди вә уни һақарәтлиди.
Acts UyCyr 13:46  Лекин Павлус билән Барнаба техиму жүрәклик һалда мундақ деди: — Биз Худаниң сөзлирини алди билән йәһудий қериндашлири­мизға йәткүзүшимиз керәк еди, лекин силәр йәһудийлар уни қобул қилмидиңлар. Өзәңларни мәңгүлүк һаятқа еришишкә лайиқ көрми­диңлар. Шуңа биз силәрдин айрилдиған болдуқ, әнди биз Хуш Хәвәрни йәһудий әмәсләргә йәткүзимиз!
Acts UyCyr 13:47  Чүнки Муқәддәс Язмиларда Худа бизгә мундақ буйруған: «Йәр йүзиниң бу четидин у четигичә барлиқ инсанларниң қутқузулуши үчүн, Сени йәһудий әмәсләргә Нур қилип әвәттим».
Acts UyCyr 13:48  Йәһудий әмәсләр бу сөзни аңлап, хошал болушти вә һәзрити Әйса һәққидики бу тәлимләр үчүн Худаға мәдһийә ейтишти. Худа тәрипидин мәңгүлүк һаятни қобул қилишқа талланғанларниң һәм­миси һәзрити Әйсаға ишәнди.
Acts UyCyr 13:49  Шундақ қилип, Рәббимиз Әйса һәққидики Хуш Хәвәр пүтүн зимин­ға кәң тарқалди.
Acts UyCyr 13:50  Бирақ йәһудийлар шәһәр башлиқлирини вә абройлуқ диндар аялларни Павлус билән Барнабаға қарши туруш­қа қутратти. Улар у иккисигә зиянкәшлик қилғузуп, уларни өз йәрлиридин қоғлап чиқарди.
Acts UyCyr 13:51  Шуңа Павлус билән Барнаба һелиқи йәһудийларни әйипләш үчүн аяқлиридики топини қеқиве­тип, Коня шәһиригә кетип қалди.
Acts UyCyr 13:52  Антакядики мәсиһийләр болса, хошаллиққа һәм Муқәддәс Роһниң күч-қудритигә чөмди.
Chapter 14
Acts UyCyr 14:1  Павлус билән Барнаба Коня шәһиридиму адити бойичә йәһудийларниң ибадәтханисиға кирди. Улар җамаәткә шундақ сөзлидики, нәтиҗидә нурғун йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрму һәзрити Әйса һәққидики Хуш Хәвәргә ишәнди.
Acts UyCyr 14:2  Бирақ ишәнмигән йәһудийлар башқа йәһудий әмәсләрниң идеясини зәһәрләп, уларни мәсиһийләргә қарши турушқа қутратти.
Acts UyCyr 14:3  Павлус билән Барнаба у йәрдә хелә узун туруп, Рәббимиз Әйсаниң меһир-шәпқити тоғриси­дики Хуш Хәвәрни жүрәклик һалда йәткүзди. Рәббимиз Әйсаму уларға мөҗүзә вә карамәтләрни көрситиш қабилийитини берип, улар йәткүзгән Хуш Хәвәрниң раст екәнлигини испатлиди.
Acts UyCyr 14:4  Буниң билән шәһәр хәлқи иккигә бөлүнүп кәтти. Бәзилири һәзрити Әйсаға ишәнмәйдиған йәһудийлар тәрәптә, бәзилири болса әлчиләр тәрәптә турди.
Acts UyCyr 14:5  Ахирида һәзрити Әйсаға ишәнмәйдиған йәһудийлар билән йәһудий әмәсләр өз башлиқлири билән бирликтә әлчиләрни қийнап, чалма-кесәк қилип өлтүрмәкчи болди.
Acts UyCyr 14:6  Бу иштин хәвәр тапқан Павлус билән Барнаба шәһәрдин қечип, Ликавуня районидики Листра вә Дәрбә шәһәрлири һәм әтраптики җайларға берип, Хуш Хәвәрни давамлиқ тарқитивәрди.
Acts UyCyr 14:7  Бу иштин хәвәр тапқан Павлус билән Барнаба шәһәрдин қечип, Ликавуня районидики Листра вә Дәрбә шәһәрлири һәм әтраптики җайларға берип, Хуш Хәвәрни давамлиқ тарқитивәрди.
Acts UyCyr 14:8  Шу чағда Листра шәһиридә бир туғма паләч адәм бар еди.
Acts UyCyr 14:9  Бу адәм Павлусниң сөзлиригә қулақ селип олтиратти. Уни диққәт билән күзәткән Павлус униң һәзрити Әйсаға ишәнгәнлигини вә сақайтилип кетишкә ишәнчи барлиғини сезип,
Acts UyCyr 14:10  жуқури аваз билән: — Орнуңдин тур! — деди. Һелиқи адәм шу ан дәс туруп меңишқа башлиди.
Acts UyCyr 14:11  Павлусниң бу карамитини көргән көпчилик ликавуня тили билән: — Худалар инсан қияпитидә аримизға кәпту! — дәп вақиришип кәтти.
Acts UyCyr 14:12  Улар Барнабани илаһ Зеус, дәп аташти. Павлус көпирәк сөзли­гән­лиги үчүн, уни илаһ Һермис, дәп аташти.
Acts UyCyr 14:13  Шәһәрниң сиртида «Зеус илаһниң» бутханиси бар еди. Шу бутханида ишләйди­ған роһаний хәлиқ билән биллә әлчиләргә атап қурванлиқ қилмақчи болуп, шәһәр дәрвазисиға өкүз вә гүл чәмбирәкләрни елип кәлди.
Acts UyCyr 14:14  Барнаба билән Павлус уларниң қилмақчи болған ишини аңлап, жиркәнгән һалда наразилиқ билдүрүш үчүн көйнәклирини житип, көпчиликниң арисиға жүгрәп кирип, вақирап мундақ деди:
Acts UyCyr 14:15  — Ундақ қилмаңлар! Бизму адәм, силәргә охшаш инсан! Биз силәргә Хуш Хәвәр йәткүзүшкә кәлдуқ. Хуш Хәвәр шуки: әрзимәс нәрсиләргә ибадәт қилмай, мәңгү һаят болған бирдин-бир Худағила ибадәт қилиңлар! У асман-зимин, деңиз-муһит вә униңдики барлиқ мәхлуқларни яратқан Худадур!
Acts UyCyr 14:16  Бурунқи заманларда Худа һәр қайси әлләрниң адәмлирини өзлири таллиған йолда меңишиға қоюп бәргән.
Acts UyCyr 14:17  Шундақтиму У Өзиниң моҗутлуғини һемишәм испатлап кәлгән. У һемишәм һәммимизгә шапаәт қилип, ямғурни өз вақтида яғдуруп мол һосул беғишлап, рисқимизни берип, қәлбимизни хошал­лиқ­қа чөмдүрди. Шундақ әмәсму?
Acts UyCyr 14:18  Улар бу сөзләрни қилған болсиму, халайиқниң уларға атап қурван­лиқ қилишини тосап қалалмиғили тасла қалди.
Acts UyCyr 14:19  Лекин Антакя вә Коня шәһәрлиридин кәлгән бәзи йәһудийлар кишиләрни қутратти. Нәтиҗидә хәлиқ Павлусни чалма-кесәк қилди. Улар Павлус­ни өлди дәп ойлап, шәһәр сиртиға сөрәп апирип ташлавәтти.
Acts UyCyr 14:20  Лекин мәсиһий­ләр униң әтрапиға топланғанда, Павлус орнидин туруп, шәһәргә қайтип кирди. Әтиси у Барнаба билән биллә Дәрбә шәһиригә кәтти.
Acts UyCyr 14:21  Павлус билән Барнаба Дәрбә шәһиридә Хуш Хәвәр йәткүзүп, нур­ғун адәмләрни һәзрити Әйсаға ишинишкә йетәклиди. Кейин иккиси Листра, Коня вә Антакя шәһәрлиригә қайтип барди.
Acts UyCyr 14:22  Улар у йәрләр­дә мәсиһийләрниң ишәнчини күчәйтип, давамлиқ Рәббимиз Әйсаға уларни садиқ болушқа илһамландурди. Улар мәсиһийләргә мундақ деди: — Биз Худаниң Падишалиғиға кириш үчүн, чоқум нурғун җапалар­ни бешимиздин өткүзүшимизгә тоғра келиду.
Acts UyCyr 14:23  Павлус билән Барнаба йәнә һәр қайси мәсиһийләр җамаитигә йетәкчиләрни бәлгүләп, дуа қилиш вә роза тутуш арқилиқ уларни өзлири ишинидиған Рәббимиз Әйсаға тапшурди.
Acts UyCyr 14:24  Иккиси Писидийә районидин өтүп, Памфилийә өлкисигә кәлди.
Acts UyCyr 14:25  Улар Пәргә шәһиридә Худаниң сөзлирини йәткүзгәндин кейин, деңиз бойидики Анталя шәһиригә барди.
Acts UyCyr 14:26  Андин у йәрдин кемигә олтирип, Сурийәдики Антакяға қайтти. Улар өзлири тамамлиған бу вәзипини ада қилиштин бурун, Антакядики мәсиһийләрниң дуасини алған болуп, мәсиһийләр уларни Худаға тапшуруп, шу чәт зиминларға Хуш Хәвәр йәткүзүшкә әвәткән еди.
Acts UyCyr 14:27  Улар Антакяға қайтип келип, мәсиһийләрни бир йәргә җәм қилип, уларға Худаниң өзлири арқилиқ қандақ ишларни қилған­лиғини вә Худаниң йәһудий әмәсләргә қандақ йол ечип, уларниму ишәнчи арқилиқ қутқузғанлиғини сөзләп бәрди.
Acts UyCyr 14:28  Улар у йәрдә мәсиһийләр билән биллә узун мәзгил турди.
Chapter 15
Acts UyCyr 15:1  Һәзрити Әйсаға ишәнгән бәзи йәһудийлар Йәһудийә өлкиси­дин келип, Антакядики йәһудий әмәс мәсиһийләргә: — Силәр Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән Тәвраттики хәтнә қилиниш һәққидики бәлгүлимини қобул қилмисаңлар, қутқузул­майсиләр, — дәп тәлим беришкә башлиди.
Acts UyCyr 15:2  Бу мәсилә тоғрисида Павлус билән Барнаба иккиси улар билән кәскин муназирә вә талаш-тартиш қилишти. Шуңа Антакядики мәсиһий­ләр Павлус билән Барнабаға бир нәччә адәм қошуп: «Бу мәсилини һәл қилиш үчүн Йерусалимға берип, башқа әлчиләр вә мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчилири билән көрүшүңлар», дәп қарар қилди.
Acts UyCyr 15:3  Шундақ қилип, Антакядики мәсиһийләр Павлусларни йолға салди. Улар сәпиридә Фәникийә райони вә Самарийә өлкисини бесип өтүп, барғанла йеридә йәһудий әмәсләрниңму яман йоллиридин йенип, һәзрити Әйсаға йүзләнгәнлик вақиәсини сөзлиди. Бу хәвәрни аңлиған пүткүл мәсиһийләр наһайити хурсән болушти.
Acts UyCyr 15:4  Павлуслар Йерусалимға кәлгинидә, әлчиләр, йетәкчиләр вә башқа мәсиһийләрниң қарши елишиға муйәссәр болди. Улар көпчиликкә Худаниң өзлири арқилиқ қилған ишлирини йәткүзди.
Acts UyCyr 15:5  Лекин пәрисий диний еқимидикиләрдин һәзрити Әйсаға ишәнгән бәзиләр орнидин турушуп: — Һәзрити Әйсаға ишәнгән йәһудий әмәсләрму хәтнә қилинмиса болмайду. Униңдин башқа Тәвраттики барлиқ түзүмгә әмәл қилиши керәк, — деди.
Acts UyCyr 15:6  Шуңа әлчиләр билән йетәкчиләр бу мәсилини музакирә қилиш үчүн җәм болушти.
Acts UyCyr 15:7  Узун сөһбәтлишиштин кейин Петрус орнидин туруп мундақ деди: — Қериндашлар, Худаниң мени бир нәччә жил бурун силәрниң ичиңлардин йәһудий әмәсләргә Хуш Хәвәр йәткүзүп, уларни һәз­рити Әйсаға ишәндүрүшкә таллиғанлиғидин хәвириңлар бар.
Acts UyCyr 15:8  Инсан­ларниң қәлбини билидиған Худа Өзиниң Роһини бизгә ата қилғини­дәк, йәһудий әмәсләргиму ата қилди. Буниң билән Худа йәһудий әмәсләрниму қобул қилидиғанлиғини билдүрди.
Acts UyCyr 15:9  Худа уларни биз билән тәң көрди. Уларниң һәзрити Әйсаға болған ишәнчи арқилиқ Худа уларниң қәлбилирини пак қилди.
Acts UyCyr 15:10  Әһвал мана шундақ екән. Әнди силәр немә үчүн йәһудий әмәсләрниң боюнлириға шунчә еғир жүкни артмақчи болисиләр? Уни өзимиз вә әҗдатлиримизму көтирәл­мигән турсақ! Ундақ қилсаңлар, Худаниң йолини синиған болмам­силәр?!
Acts UyCyr 15:11  Яқ! Ундақ қилмаңлар! Биз йәһудийлар Рәббимиз Әйсаниң меһир-шәпқитигә тайинип, ишәнчимиз арқилиқ қутқузулғандәк, улар­му шундақ қутқузулиду!
Acts UyCyr 15:12  Петрус гепини аяқлаштурғандин кейин, өйдә җим-җитлиқ һөкүм сүрди. Андин Барнаба билән Павлус чиқип, Худаниң өзлири арқилиқ йәһудий әмәсләрниң арисида көрсәткән барлиқ мөҗүзә вә карамәт­лирини баян қилди.
Acts UyCyr 15:13  Улар сөзләп болғандин кейин, Яқуп мундақ деди: — Қериндашлар, қулақ селиңлар!
Acts UyCyr 15:14  Баятин Петрус Худаниң йәһу­дий әмәсләргиму көңүл бөлидиғанлиғини, йәһудий әмәсләрниң ариси­динму адәм таллап, Өзиниң хәлқи қилғанлиғини чүшәндүрүп өтти.
Acts UyCyr 15:15  Пәйғәмбәрләрниң ейтқанлириму буниңға пүтүнләй уйғун келиду. Муқәддәс Язмиларда Худаниң Амос пәйғәмбәргә ейтқан мону сөзлири йезилған:
Acts UyCyr 15:16  «Кейин Мән қайтип келип, падиша Давутниң вәйран болған падишалиғини қайтидин қуруп чиқимән. Уни харабиликтин қайта қуруп, әслигә кәлтүримән.
Acts UyCyr 15:17  Шундақ қилип, башқа һәр қандақ адәм, җүмлидин Мән Өз хәлқим болушқа чақирған йәһудий әмәсләрму Мени тапиду. Мән — силәрниң Пәрвәрдигариңлар,
Acts UyCyr 15:18  худди бурунла вәдә қилғинимдәк, бу ишларни әмәлгә ашуримән!»
Acts UyCyr 15:19  Яқуп сөзини хуласиләп, мундақ деди: — Шуниң үчүн мениңчә Худаға ишәнгән йәһудий әмәсләргә орун­сиз тәләп қоймаслиғимиз керәк!
Acts UyCyr 15:20  Пәқәт уларға: «Бутларға атап нәзир қилинған гөшләрни йемәңлар, җинсий әхлақсизлиқ қилмаңлар, қанни вә боғуп өлтүрүлгән һайванниң гөшлириниму йемәңлар!» дәп тапилап, бир парчә хәт язайли.
Acts UyCyr 15:21  Чүнки йәһудийлар Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән Тәврат қанунидики бу тәлимләрни узундин бери һәр дәм елиш күни һәр қайси шәһәрдики ибадәтханиларда жиғилип, үгинип кәлгән.
Acts UyCyr 15:22  Шундақ қилип, әлчиләр, йетәкчиләр вә Йерусалимдики башқа пүтүн мәсиһийләр өзлириниң арисидин бир нәччә адәмни таллап, уларни Павлус вә Барнаба билән биллә Антакяға әвәтишни қарар қилди. Йәһуда (Барсаба дәпму атилиду) билән Силас буниңға тал­лан­ди. Бу иккиси бурундин мәсиһийләрниң һөрмитигә сазавәр болуп кәлгән еди. Хәттә мундақ йезилған:
Acts UyCyr 15:23  «Һөрмәтлик Антакя, Сурийә вә Киликийә өлкилири­дики барлиқ йәһудий әмәс мәсиһийләр! Йерусалимдики қериндашлириңлардин, йәни биз әлчиләр билән йетәкчи­ләрдин силәргә салам!
Acts UyCyr 15:24  Биздин йениңларға барған бәзи кишиләрниң сөзлири силәрни беарам вә паракәндә қилип қойғанлиғини аңлидуқ. Лекин биз уларниң ундақ сөзләрни қилишини тапшурмиған едуқ.
Acts UyCyr 15:25  Шу сәвәптин биз бу ишни музакирә қилғандин кейин, аримиздин бир нәччә кишини таллап, уларни қәдирдан достлиримиз Барнаба вә Павлус билән биллә йениңларға әвәтишни қарар қилдуқ.
Acts UyCyr 15:26  Бу иккиси һаятиниң хәтәргә учришиға қаримай, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң хизмитидә болған кишиләрдур.
Acts UyCyr 15:27  Шуңа биз Йәһуда билән Силасниму хетимиздики қарарлиримизни силәргә өз ағзи билән сөзләп бәрсун дәп, йениңларға әвәтишни қарар қилдуқ.
Acts UyCyr 15:28  Мәхсәткә кәлсәк, биз Муқәддәс Роһниң ярдими билән зөрүр болған икки-үч бәлгүлимидин сирт силәргә һәр қандақ бир еғир жүк жүклимәсликни қарар қилдуқ.
Acts UyCyr 15:29  Зөрүр болған бәлгү­ли­миләр төвәндикичә: Бутларға атап нәзир қилинған гөшләр­ни йемәңлар. Қанни вә боғуп өлтүрүлгән һайванниң гөшлири­ниму йемәңлар. Җинсий әхлақсизлиқ қилмаңлар. Силәр мошу бир нәччә иштин хали болсаңлар, яхши қилған болисиләр. Силәргә аманлиқ тиләймиз!»
Acts UyCyr 15:30  Вәкилләр йолға чиқип, Барнаба вә Павлус билән биллә Антакяға барди. У йәрдә пүтүн мәсиһийләрни жиғип, хәтни уларға тапшурди.
Acts UyCyr 15:31  Улар хәттики мәдәт беридиған сөзләрни оқуп, интайин хурсән болушти.
Acts UyCyr 15:32  Йәһуда вә Силаслар пәйғәмбәр болуп, мәсиһийләргә нурғун сөзләрни қилип, уларни илһамландуруп, ишәнчини күчәйт­ти.
Acts UyCyr 15:33  Йерусалимдин кәлгәнләр у йәрдә азирақ вақит туруп, Йерусалим­дики өзлирини әвәткән мәсиһийләрниң қешиға қайтти. Антакядики мәсиһийләр уларни узитип, сәпиригә аманлиқ тилиди.
Acts UyCyr 15:34  Лекин Павлус вә Барнаба Антакяда йәнә бир мәзгил туруп, башқа нурғун кишиләр билән биллә Рәббимиз Әйса тоғрисидики тәлимни йәткүзүп турди.
Acts UyCyr 15:35  Лекин Павлус вә Барнаба Антакяда йәнә бир мәзгил туруп, башқа нурғун кишиләр билән биллә Рәббимиз Әйса тоғрисидики тәлимни йәткүзүп турди.
Acts UyCyr 15:36  Аридин бир аз вақит өткәндин кейин Павлус Барнабаға: — Биз бурун Рәббимизниң Хуш Хәвирини йәткүзгән һәммә шәһәр-йезиларға берип, мәсиһийләрниң әһвалини көрүп келәйли, — деди.
Acts UyCyr 15:37  Барнаба мақул көрүп, Юһанна (Маркус)ни биллә елип бармақчи болған еди.
Acts UyCyr 15:38  Бирақ Павлус буни дана пикир әмәс дәп қариди. Чүнки Маркус алдинқи қетим улар билән биллә ишләшни давамлаштурмай, Памфилийә өлкисидә улардин айрилип кәткән еди.
Acts UyCyr 15:39  Павлус билән Барнаба бу иш үстидин қаттиқ талаш-тартиш қилишип, ахир бир-биридин айрилип кетишти. Барнаба Маркусни елип, кемигә олтирип, Сипрус арилиға кәтти.
Acts UyCyr 15:40  Павлус болса Силасни таллап, мәсиһий­ләрниң өзи билән Силасни Худаға аманәт қилиши билән улардин айрилип йолға чиқти.
Acts UyCyr 15:41  Павлуслар Сурийә вә Киликийә өлкилирини арилап, һәр қайси җайларда мәсиһийләр җамаитидики кишиләрниң ишәнчини күчәйтти.
Chapter 16
Acts UyCyr 16:1  Павлуслар Дәрбә вә Листра шәһәрлиригиму кирип өтти. Листрада Тимотий исимлиқ бир мәсиһий бар еди. Униң аниси Әйса Мәсиһкә ишәнгән йәһудий аял еди, атиси болса, грек еди.
Acts UyCyr 16:2  Листра вә Коня шәһәрлиридики мәсиһийләрниң һәммиси Тимотийни махтишатти.
Acts UyCyr 16:3  Шуңа Павлус уни өзи билән биллә елип маңмақчи болди. Бирақ бу йәрдики йәһудийларниң һәммиси Тимотийниң атиси грек екәнлигини билгәчкә, Павлус йәһудийларниң уни қобул қилмаслиғиниң алдини ейтиш үчүн, уни хәтнә қилдурди.
Acts UyCyr 16:4  Улар шәһәр-йезилардин өткәч, Йерусалимдики әлчиләр билән йетәкчиләр бәлгүлигән йәһудий әмәсләргә мунасивәтлик, риайә қилишқа тегишлик болған қарарларни мәсиһийләргә йәткүзди.
Acts UyCyr 16:5  Шундақ қилип, һәр қайси җамаәтләрниң ишәнчи күчәйтилип, мәсиһийләрниң саниму күндин-күнгә көпәйди.
Acts UyCyr 16:6  Павлуслар Фригийә вә Галатия районлириға кирип өтүп кәтти, чүнки у вақитта Муқәддәс Роһ уларниң Асия өлкисидә Хуш Хәвәр тарқитишиға йол қоймиған еди.
Acts UyCyr 16:7  Улар Мисийә райониға кәлгәндин кейин, Битинийә өлкисигә кирмәкчи болди. Бирақ һәзрити Әйсаниң Роһи уларниң киришигә йәнә бир қетим йол қоймиди.
Acts UyCyr 16:8  Шуниң билән улар Мисийәдин өтүп, деңиз бойидики Троас шәһиригә барди.
Acts UyCyr 16:9  Шу күни кәчтә Павлусқа бир ғайибанә аламәт көрүнүп, македонийәлик бир киши униң алдида өрә туруп: — Деңиздин өтүп, Македонийә өлкисигә келип, бизгә ярдәм бәр­сиңиз! — дәп тәләп қилди.
Acts UyCyr 16:10  Павлус бу аламәтни көргәндин кейин, биз дәрһал Македонийәгә беришқа тәйярландуқ. Чүнки Худаниң бизни у кишиләрниң қешиға берип, Хуш Хәвәр йәткүзүшкә чақирғанлиғини чүшәнгән едуқ.
Acts UyCyr 16:11  Биз кемигә олтирип, Троастин йолға чиқип, Семадирәг арилиға қарап йол елип, әтиси Македонийәдики Неаполис шәһиригә бардуқ.
Acts UyCyr 16:12  У йәрдин ичкириләп, Македонийәниң шу райондики Филипи дегән муһим шәһәргә кирдуқ. Буму римлиқлар орунлишивалған вә улар башқуруватқан шәһәр еди. Биз бу йәрдә бир нәччә күн турдуқ.
Acts UyCyr 16:13  Дәм елиш күни шәһәр сиртидики дәрия бойиға бардуқ. Худди ойлиғинимиздәк, у йәрдә йәһудийлар дуа-тилавәт қилидиған бир җайни таптуқ. Биз олтирип, у йәргә топланған аяллар билән сөһбәт­ләштуқ.
Acts UyCyr 16:14  Аңлиғучилар ичидә Тиятира шәһиридин кәлгән Лидия исимлиқ бир аял бар еди. Сөсүн рәңлик рәхт сатидиған Лидия гәрчә йәһудий болмисиму, Худаға ибадәт қилатти. Худа униң қәлбини йорутуши билән, у Павлусниң тәлимини қобул қилди.
Acts UyCyr 16:15  У аилисидикиләр билән чөмүлдүрүлгәндин кейин, бизни өйигә тәклип қилип: — Әгәр силәр мени Рәббимиз Әйсаға ишәнди, дәп қарисаңлар, мениң өйүмгә берип туруп кетиңлар! — дәп чиң турувалди. Шуниң билән биз униңға мақул болуп, өйигә бардуқ.
Acts UyCyr 16:16  Бир күни биз йәһудийлар дуа қилидиған җайға йәнә бир қетим барғанда, алдимизға бир хизмәткар қиз чиқти. Бу қизға җин чаплишивалған болуп, бу роһ уни башқиларниң кәлгүсидики ишли­риға пал ачидиған қилип қойған еди. У ғоҗайинлириға пал ечиш арқилиқ нурғун пул тепип бәргән еди.
Acts UyCyr 16:17  У йол бойи Павлус вә бизгә әгишип: — Бу кишиләр улуқ Худаниң хизмәткарлири, улар силәргә қутқу­зу­луш йолини йәткүзиду! — дәп вақирап маңди.
Acts UyCyr 16:18  У хелә көп күн уда шундақ вақириған еди. Буниңдин интайин безар болған Павлус қизға җин чаплишивалғанлиғини билип, униңға бурулуп, һелиқи җинға: — Әйса Мәсиһниң нами билән буйруймәнки, униң тенидин чиқ! — дейишигила, җин шу ан чиқип кәтти.
Acts UyCyr 16:19  Хизмәткар қиз пал ачалмайдиған болуп қалғандин кейин ғоҗайин­лири пул тепиш хияллириниң йоққа чиққанлиғини билишип, Павлус билән Силасни тартип чиқип, уларни шәһәр мәйданиға, башлиқларниң алдиға елип барди.
Acts UyCyr 16:20  Улар Павлус билән Силасни Рим әмәлдарлириниң алдиға чиқирип: — Бу йәһудийлар шәһиримизни қалаймиқанлаштурувәтти.
Acts UyCyr 16:21  Улар қанунимизға хилап қаидә-түзүмләрни тарқитиватиду! Биз римлиқ болғандикин, уларниң тарқатқанлирини қобул қилсақ вә иҗра қилсақ болмайду! — дәп шикайәт қилди.
Acts UyCyr 16:22  Көпчиликму уларға қошулуп, һуҗумға өткән еди. Әмәлдарлар Павлус билән Силасниң кийимлирини жиртип, ялиңачлап, калтәк билән урушқа әмир чүшәрди.
Acts UyCyr 16:23  Улар қаттиқ таяқ йегәндин кейин, зинданға ташланди. Гундипайға қаттиқ күзитиш буйрулди.
Acts UyCyr 16:24  Бу буйруқ билән гундипай уларни зинданниң ичкиридики бөлмигә солап, путлириға кишән салди.
Acts UyCyr 16:25  Түн йеримиға йеқин, Павлус билән Силас Худаға дуа қилип, Худаға мәдһийә нахшилирини ейтивататти. Башқа мәһбуслар болса, қулақ селип аңлавататти.
Acts UyCyr 16:26  Туюқсиз қаттиқ йәр тәврәп, зинданниң һуллириму силкинип кәтти. Зинданниң пүтүн ишиклири ечилип, мәһбуслардики кишәнләрму чүшүп кәтти.
Acts UyCyr 16:27  Уйқидин ойғинип зинданниң ишиклириниң очуқ турғанлиғини көргән гундипай һәммә мәһбуслар қечип кәтсә, әмәлдарлар чоқум мени өлтүриду, дәп қиличини суғирип елип, өзини өлтүрүвалмақчи болди.
Acts UyCyr 16:28  Лекин Павлус: — Җениңға зиян қилма, биз һәммимиз бар! — дәп қаттиқ вақириди.
Acts UyCyr 16:29  Гундипай чирақ әкәлдүрүп, Павлус билән Силасниң алдиға жүгрәп кирип, титригән һалда уларниң айиғиға жиқилди.
Acts UyCyr 16:30  Кейин уларни ташқириға елип чиқип: — Қутқузулуш үчүн қандақ қилишим керәк? — дәп сориди.
Acts UyCyr 16:31  — Рәббимиз Әйсаға ишинишиң керәк. Шундақ қилсаң, һәм өзәң, һәм аиләңдикиләрму қутқузулиду! — деди улар.
Acts UyCyr 16:32  Шуниң билән иккиси униңға вә униң аилисидикиләргә Рәббимиз Әйса һәққидә чүшәнчә бәрди.
Acts UyCyr 16:33  Шу вақитниң өзидила гундипай уларни башлап чиқип, ярилирини жуюп тазилиди. У дәрһал аилисидикиләр билән чөмүлдүрүшни қобул қилди.
Acts UyCyr 16:34  У Павлус билән Силасни өз өйигә башлап келип, алдиға дәстихан салди. Улар Худаға ишәнгәнликтин аилә бойичә хошаллиққа чөмгән еди.
Acts UyCyr 16:35  Әтиси әтигәндә Рим әмәлдарлири зинданға ясавулларни әвәтип: — У иккисини қоюветиңлар! — дәп буйриди.
Acts UyCyr 16:36  Гундипай Павлусқа: — Әмәлдарлар Силас иккиңларни қоюветиш әмрини бәрди. Силәр әнди зиндандин чиқсаңлар болиду, теч-аман қайтиңлар, — деди.
Acts UyCyr 16:37  Бирақ Павлус ясавулларға: — Биз Рим пухралири болсақму, әмәлдарлар бизни соал-сорақ қил­майла халайиқниң алдида қанунсиз һалда калтәк билән урғузуп, зинданға ташлиди. Әнди улар бизни оғрилиқчә қоғлимақчиму? Бундақ қилса болмайду, бизни Рим әмәлдарлири өзлири келип елип кәтсун! — деди.
Acts UyCyr 16:38  Ясавуллар бу сөзләрни Рим әмәлдарлириға йәткүзди. Улар Павлус билән Силасниң Рим пухраси екәнлигини аңлап қорқуп кәтти вә зинданға берип, улардин кәчүрүм сориди. Уларни зиндандин елип чиққандин кейин, шәһәрдин чиқип кетишини тәләп қилди.
Acts UyCyr 16:39  Ясавуллар бу сөзләрни Рим әмәлдарлириға йәткүзди. Улар Павлус билән Силасниң Рим пухраси екәнлигини аңлап қорқуп кәтти вә зинданға берип, улардин кәчүрүм сориди. Уларни зиндандин елип чиққандин кейин, шәһәрдин чиқип кетишини тәләп қилди.
Acts UyCyr 16:40  Зиндандин чиққан Павлус билән Силас Лидияниң өйигә берип, у йәрдә қериндашлири билән көрүшүп, уларни илһамландуруп, шәһәрдин чиқип кәтти.
Chapter 17
Acts UyCyr 17:1  Павлус билән униң һәмралири сәпирини давамлаштуруп, Амфиполис вә Аполлония шәһәрлиридин өтүп, Салоника шәһиригә кәлди. У йәрдә йәһудийларниң ибадәтханиси бар еди.
Acts UyCyr 17:2  Павлус адити бойичә ибадәтханиға кирип, уда үч дәм елиш күни у йәрдә җәм болған кишиләр билән Муқәддәс Язмиларни асас қилған һалда муназирилишип, уларға Қутқазғучи-Мәсиһниң Худаниң ирадиси билән өлтүрүлүп, андин өлүмдин тирилдүрүлгәнлигини ениқ чүшәндүрүп бәрди. — Мән силәргә җакалиған һәзрити Әйса дәл Қутқазғучи-Мәсиһниң Өзи! — деди у.
Acts UyCyr 17:3  Павлус адити бойичә ибадәтханиға кирип, уда үч дәм елиш күни у йәрдә җәм болған кишиләр билән Муқәддәс Язмиларни асас қилған һалда муназирилишип, уларға Қутқазғучи-Мәсиһниң Худаниң ирадиси билән өлтүрүлүп, андин өлүмдин тирилдүрүлгәнлигини ениқ чүшәндүрүп бәрди. — Мән силәргә җакалиған һәзрити Әйса дәл Қутқазғучи-Мәсиһниң Өзи! — деди у.
Acts UyCyr 17:4  Йәһудийларниң ичидә бәзиләр қайил болуп, Павлус билән Силасқа әгишип һәзрити Әйсаға ишәнди. Йәһудий динини яқлайдиған нурғун грек әрләр вә жуқури дәриҗидики грек аялларму һәзрити Әйсаға ишәнди.
Acts UyCyr 17:5  Бирақ йәһудийлар буниңға көрәлмәслик қилди. Улар кочида бекар жүридиған һарамтамақларни топлап, шәһәрдә топилаң көтәрди. Йәһудийлар Павлус билән Силасни тутуп, топилаңчиларға тапшуруп бериш мәхситидә Ясун исимлиқ бир мәсиһийниң өйигә бастуруп кирди.
Acts UyCyr 17:6  Лекин улар Павлус билән Силасни тапалмай, Ясун вә башқа бир нәччә мәсиһийләрни йәрлик әмәлдарларниң алдиға тартип апирип: — Һәммә җайларда аләмни астин-үстүн қилмақчи болған һелиқи адәмләр шәһиримизгиму йетип кәлди.
Acts UyCyr 17:7  Ясун уларни өйигә қобул қилди. Улар Әйса исимлиқ башқа бир Падиша бар дәп, Рим импера­ториниң пәрманиға хилаплиқ қиливатиду! — дәп чуқан селип ялған шикайәт қилди.
Acts UyCyr 17:8  Бу сөзләр йәрлик әмәлдарлар билән халайиқни дәккә-дүкигә селип қойди.
Acts UyCyr 17:9  Йәрлик әмәлдарлар Ясун вә биллә тутуп келингән мәсиһий­ләрдин капаләт пули алғандин кейинла, андин уларни қоювәтти.
Acts UyCyr 17:10  Мәсиһийләр Павлус билән Силасни шу күни кәч кириш биләнла Берия шәһиригә әвәтивәтти. Улар у йәргә берип, йәһудийларниң ибадәтханисиға кирди.
Acts UyCyr 17:11  У йәрниң адәмлири Салоникидикиләргә қариғанда кәң миқияста болуп, улар Павлус билән Силасниң һәзрити Әйса һәққидә бәргән тәлимини қизиқип аңлиди вә уларниң ейтқанлириниң тоғра-хаталиғини билиш үчүн, һәр күни Муқәддәс Язмиларни издинип үгәнди.
Acts UyCyr 17:12  Нәтиҗидә нурғун йәһудийлар, униңдин башқа хелә көп грек әрләр вә жуқури дәриҗидики грек аялларму һәзрити Әйсаға ишәнди.
Acts UyCyr 17:13  Лекин Салоникидики йәһудийлар Павлус­ниң Берияда һәзрити Әйса һәққидики Хуш Хәвәрни йәткүзгән­лигини аңлап, у йәргә берип Павлусқа зиянкәшлик қилиш мәхситидә топилаң көтирип, аммини қутратти.
Acts UyCyr 17:14  Шуңа мәсиһийләр Павлусни дәрһал деңиз бойидики җайларға әвәтивәтти. Силас билән Тимотий болса, Берияда қалди.
Acts UyCyr 17:15  Павлусқа һәмра болуп маңғанлар уни Афина шәһиригичә елип берип, андин Берияға қайтип кәлди. Улар Павлус­ниң «Силас билән Тимотий мүмкин қәдәр мениң йенимға тезирәк кәлсун», дегән сөзини елип кәлди.
Acts UyCyr 17:16  Павлус Афина шәһиридә Силас билән Тимотийни күтүп турғанда, шәһәрниң һәммә йерини бут қаплап кәткәнлигини көрүп, интайин беарам болди.
Acts UyCyr 17:17  Шуңа у йәһудийларниң ибадәтханисида йәһудийлар вә уларниң динини яқлайдиған йәһудий әмәсләр билән сөһбәтлишәтти һәм һәр күни базарда учриғанла кишиләр билән бу тоғрилиқ муназирилишәтти.
Acts UyCyr 17:18  «Епикурлар» вә «Стоиклар» дәп тонулған бәзи пәйласопларму униң билән муназирилишишкә башлиди. Бәзиләр: — Бу җаһанкәзди почи немә дәп җөлүватиду? — дейишти. Йәнә бәзиләр Павлусниң һәзрити Әйсаниң өлүп тирилдүрүл­гәнлиги һәққидики тәлимлирини аңлап: — У чәт әлликләрниң худалирини тәшвиқ қиливатса керәк, — дейишти.
Acts UyCyr 17:19  Шуңа улар Павлусни «Ареопагус» дегән чоң кеңәш мәйда­ниға елип берип: — Сән тарқитиватқан йеңи тәлиматлириңдин бизниму азду-тола хәвәрдар қилип қойсаң қандақ?
Acts UyCyr 17:20  Бәзи ишларни аңлап интайин һәйран болдуқ, зади немә демәкчи болғиниңни билмәкчимиз, — дейишти.
Acts UyCyr 17:21  (Афинилиқлар вә у йәрдә туруватқан чәт әлликләрниң һәммиси көп вақтини йеңи ой-пикирләрни аңлашқа вә алмаштуруш­қа сәрип қилишатти.)
Acts UyCyr 17:22  Шуңа Павлус алдиға чиқип мундақ деди: — Әй Афина хәлқи! Силәрниң күчлүк диний қизғинлиғиңларниң барлиғини билимән.
Acts UyCyr 17:23  Чүнки шәһәр ичидә һәммә йәрни арилап, силәрниң ибадәт қилидиған җайлириңларни көздин кәчүргинимдә қурванлиқ супилириниң бириниң үстидә «Мәлум болмиған худаға» дәп беғишлима йезилғанлиғини көрдүм. Мән һазир дәл силәргә мәлум болмиған, лекин силәр ибадәт қиливатқан мана шу Худани силәргә тонуштурай.
Acts UyCyr 17:24  Пүткүл дунияни вә униңдики барлиқ мәвҗудатларни яратқан Худа аләмниң Егисидур. У инсанларниң қоли билән селинған бутханиларда турмайду.
Acts UyCyr 17:25  Униң инсанларға һеч қандақ һаҗити чүшмәйду. Әксичә инсанларға һаятлиқ, нәпәс шундақла улар еһтияҗлиқ болған һәр қандақ нәрсини ата қилип, уларниң еһтияҗлирини қандуриду.
Acts UyCyr 17:26  У бир адәмдин пүткүл милләтләрни яратти, уларни пүтүн йәр йүзигә орунлаштуруп, уларниң гүллиниши вә гумранлиққа йүзлиниши һәм туридиған җайлирини алдин-ала бәлгүләп бәрди.
Acts UyCyr 17:27  У: «Инсанлар Мени издәп тапсун», дәп шундақ қилди. Әмәлиятта У биздин жирақ әмәс.
Acts UyCyr 17:28  Биз У арқилиқ яшаймиз, һәрикәт қилимиз, моҗутмиз. Араңлардики бәзи шаирлар язғандәк: «Биз Худаниң пәрзәнтлири!»
Acts UyCyr 17:29  Биз Худаниң пәрзәнтлири болғачқа, Уни һүнәрвәнниң маһарити билән оюп ясалған алтун-күмүч яки таш бутларға охшатмаслиғимиз керәк!
Acts UyCyr 17:30  Бурунқи заманларда Худа: «Бутқа ишинидиғанлар һазирчә Мениң йоллиримни билмәйду», дәп уларниң һәрикәтлирини көрмәскә салди. Лекин бүгүнки күндә У пүтүн инсанларни гуналириға товва қилип, Өзиниң йолиға қайтишқа буйрумақта!
Acts UyCyr 17:31  Чүнки У Өзи таллиған Адәм арқилиқ пүтүн дунияни адиллиқ билән сорақ қилидиған қиямәт күнини бәлгүлиди. Худаниң Уни өлүмдин тирилдүргәнлиги бу ишниң муқәррәр екәнлигини испатлиди.
Acts UyCyr 17:32  Павлусниң өлгәнләрниң тирилиши һәққидә ейтқанлирини аңли­ған бәзи кишиләр уни мәсқирә қилишқа башлиди. Йәнә бәзиләр: — Бу ишни йәнә бир аңлашни арзу қилимиз, — деди.
Acts UyCyr 17:33  Буниң билән Павлус кеңәшмә мәйданидин қайтип кәтти.
Acts UyCyr 17:34  Бәзи­ләр униңға қошулуп һәзрити Әйсаға ишәнди. Буниң ичидә кеңәшмә башлиқлиридин Дийонисиюс, Дамарис исимлиқ бир аял вә башқа бир қанчә кишиму бар еди.
Chapter 18
Acts UyCyr 18:1  Бу ишлардин кейин Павлус Афина шәһиридин Коринт шәһиригә барди.
Acts UyCyr 18:2  Павлус у йәрдә Понтус өлкисидә туғулған Аквила исимлиқ бир йәһудий билән униң аяли Прискилани учратти. Улар римлиқ Клавдиюс падишаниң пүтүн йәһудийларниң Рим шәһиридин чиқип кетиши тоғрисидики буйруғи сәвәвидин йеқинда Италиядин кәлгән еди. Павлус улар билән көрүшүп,
Acts UyCyr 18:3  уларниң йенида қелип ишлиди. Чүнки бурундин чедир ясаш билән турмуш кәчүридиған Павлус улар билән кәсипдаш чиқип қалди.
Acts UyCyr 18:4  Йәһудийларниң һәр бир дәм елиш күнидә Павлус ибадәтханиға берип, йәһудийлар вә греклар билән сөзлишип, уларни өз тәлими­ниң раст екәнлигигә қайил қилишқа тиришатти.
Acts UyCyr 18:5  Силас билән Тимотий Македонийәдин кәлгәндин кейин, Павлус барлиқ вақтини Худаниң Хуш Хәвирини йәткүзүшкә сәрип қилип, йәһудийларға һәзрити Әйсаниң Қутқазғучи-Мәсиһ екәнлигигә гувалиқ бәрди.
Acts UyCyr 18:6  Лекин улар униңға қарши чиқти вә уни һақарәтлиди. Буниң билән Павлус пешини қеқип, уларға: — Әгәр силәр қутқузулмисаңлар, мән җавапкәр әмәс, өзәңлар җавапкәр. Бүгүндин башлап мән Хуш Хәвәрни силәргә әмәс, йәһудий әмәсләргә йәткүзимән, — деди.
Acts UyCyr 18:7  Буниң билән Павлус улардин айрилип, Титиюс Юстус исимлиқ бир кишиниң өйигә берип турди. У йәһудий болмисиму, йәһудий динини яқлайдиған адәм болуп, униң өйи ибадәтханиниң йенида еди.
Acts UyCyr 18:8  Ибадәтханиниң җавапкәр адими Криспус пүткүл аилисидикиләр билән Рәббимиз Әйсаға ишәнди. Йәнә нурғун йәһудий әмәс коринтлиқларму Павлусниң сөзлирини аңлап, һәзрити Әйсаға ишинишкә башлиди вә чөмүлдүрүшни қобул қилди.
Acts UyCyr 18:9  Бир кечә Павлусқа бир ғайибанә аламәт көрүнди. Бу аламәттә Рәбби­миз Әйса униңға: — Қорқма, сүкүт қилмай сөзлә.
Acts UyCyr 18:10  Мән сән билән биллә, саңа һеч ким зиянкәшлик қилалмайду, чүнки бу шәһәрдә нурғун кишилирим бар! — деди.
Acts UyCyr 18:11  Шуниң билән Павлус у йәрдә бир йерим жил туруп, у йәрдики кишиләргә Худаниң сөзлирини йәткүзди.
Acts UyCyr 18:12  Ғаллийо Юнан өлкисиниң һакими болған вақтида, йәһудийлар бирлишип Павлусни тутуп сотқа апирип, униң үстидин:
Acts UyCyr 18:13  — Бу адәм кишиләрни қанунға хилап һалда Худаға ибадәт қилишқа қутратти! — дәп шикайәт қилди.
Acts UyCyr 18:14  Павлус сөз башлай дәп турушиға, һаким Ғаллийо уларға: — Әй йәһудийлар! Әгәр силәрниң шикайитиңлар бир наһәқлиқ яки бирәр еғир җинайәт тоғрисида болсиди, әлвәттә сәвирчанлиқ билән силәргә қулақ селишимға тоғра келәтти.
Acts UyCyr 18:15  Бирақ талаш-тартишиңлар диний қанунуңлардики бәзи исимлар вә сөзләр тоғрисида екән, уни өзәңлар һәл қилиңлар. Мән бундақ кичик ишларни сорақ қилмай­мән! — деди.
Acts UyCyr 18:16  Буниң билән улар соттин һайдап чиқирилди.
Acts UyCyr 18:17  Халайиқ йәһудий ибадәтханисиниң җавапкәр адими Состенисни тартип чиқип, сорақ­ханиниң алдида қаттиқ урди. Бирақ һаким Ғаллийо бу ишқа қилчә писәң қилмиди.
Acts UyCyr 18:18  Павлус Коринт шәһиридә мәсиһийләр билән йәнә бир мәзгил турди. Кейин улар билән хошлишип, Прискила вә Аквилалар билән кемигә олтирип, Сурийә өлкисигә кәтти. Йолға чиқиштин илгири у деңиз бойидики Кенһерийә шәһиридә чачлирини чүширивәтти. Чүнки у Худаға бир қәсәм қилған еди.
Acts UyCyr 18:19  Улар Әфәс шәһиригә барғандин кейин, Павлус Прискила вә Аквила биләнму хошлашти. У кетиштин бурун ибадәтханиға берип, йәһудийлар билән һәзрити Әйса һәққидә сөһбәтләшти.
Acts UyCyr 18:20  Улар уни бир нәччә күн узағирақ турушқа тәклип қилди, лекин Павлус қошулмиди.
Acts UyCyr 18:21  Павлус у йәрдин кетиш вақтида уларға: — Худа буйриса, силәрниң йениңларға йәнә келимән, — деди, андин Әфәстин кемә билән йолға чиқти.
Acts UyCyr 18:22  Павлус Қәйсәрийә шәһиридә кемидин чүшүп, Йерусалимға барди. У йәрдики мәсиһийләр билән көрүшкәндин кейин, Антакя шәһиригә кәтти.
Acts UyCyr 18:23  У Антакяда мәсиһийләр билән хелә көп вақит туруп, йәнә йолға чиқти вә Галатия, Фригийә районлирини арилап, барғанла йеридә мәсиһийләрниң ишәнчини күчәйтти.
Acts UyCyr 18:24  Бу арида Искәндәрийә шәһиридә туғулған Аполлос исимлиқ бир йәһудий Әфәс шәһиригә кәлди. Униң сөз қабилийити үстүн болуп, Муқәддәс Язмилардин хелә савати бар еди.
Acts UyCyr 18:25  Рәббимизниң йоли тоғрилиқ мәлум дәриҗидә тәлим алған Аполлос Рәббимиз Әйса һәққидә қизғин сөзләп тәлим берәтти. Униң тәлими тоғра болсиму толуқ әмәс еди. Чүнки у чөмүлдүрүлүш тоғрилиқ Йәһия пәйғәмбәрниң суға чөмүлдүрүшидинла биләтти.
Acts UyCyr 18:26  Аполлос ибадәт­ханида жүрәклик сөзләшкә башлиди. Аңлаватқанлардин Прискила билән Аквила уни өйигә тәклип қилип, униңға Худаниң йолини техиму толуқ чүшәндүрди.
Acts UyCyr 18:27  Кейин Аполлос Юнан өлкисигә бармақ­чи болғанда, әфәслик мәсиһийләр униңға ярдәмчи болуп, Юнандики мәсиһийләргә хәт йезип, улардин Аполлосни күтүве­лишини сориди. Аполлос Юнанға берип, Худаниң меһир-шәпқити арқилиқ һәзрити Әйсаға ишәнгәнләргә чоң ярдәмдә болди.
Acts UyCyr 18:28  У җамаәт алдида йәһудийлар билән муназирилишип, уларни күчлүк рәт қилди һәм Муқәддәс Язмиларни асас қилип, һәзрити Әйсаниң Қутқазғучи-Мәсиһ екәнлигини ениқлап бәрди.
Chapter 19
Acts UyCyr 19:1  Аполлос Коринт шәһиридики вақтида, Павлус сәпәр қилип, ички қуруқлуқ арқилиқ Әфәс шәһиригә кәлди. У йәрдә мәрһум Йәһия пәйғәмбәрниң бәзи шагиртлири билән учришип,
Acts UyCyr 19:2  улардин: — Силәр Худаниң йолиға меңишқа башлиғанда, Униң Муқәддәс Роһи силәргә ата қилинғанму? — дәп сориди. — Яқ, биз Муқәддәс Роһ бар дегәнни зади аңлимаптикәнмиз, — дәп җавап бәрди улар.
Acts UyCyr 19:3  Павлус йәнә: — Ундақта, силәр чөмүлдүрүлгәндә, униң мәнасини немә дәп чүшәндиңлар? — дәп сориди. — Бизниң чүшәнчимиз Йәһия пәйғәмбәр бәргән тәлимгә асас қилинған, — дәп җавап бәрди улар.
Acts UyCyr 19:4  — Шу чағда Йәһия пәйғәмбәр кишиләргә чөмүлдүрүшни қобул қилғанларниң гунайиға товва қилип, Худаға йүзлиниш нийитини ипадилиши керәклигини һәм өзидин кейин Кәлгүчигә, йәни һәзрити Әйсаға ишиниши керәклигини тапилиған, — деди Павлус.
Acts UyCyr 19:5  Улар бу гәпни аңлиғандин кейин, Рәббимиз Әйсаға ишинип, Униң нами билән чөмүлдүрүшни қобул қилди.
Acts UyCyr 19:6  Павлус қолини уларға тәккүзүп туруп дуа қиливатқанда, уларниң вуҗудиға Муқәддәс Роһ чүшти. Буниң билән улар өзлиригә намәлум болған тилларда Худаға мәдһийә ейтишти һәм Худадин кәлгән пәйғәмбәрлик сөзләрни йәткүзүшкә башлиди.
Acts UyCyr 19:7  Улар тәхминән он икки киши еди.
Acts UyCyr 19:8  Үч ай давамида Павлус Әфәс шәһиридики йәһудийлар ибадәт­ханисиға кирип, улар билән жүрәклик сөзлишип, уларни Худаниң Падишалиғи тоғрисидики тәлимгә қайил қилишқа тиришти.
Acts UyCyr 19:9  Лекин бәзилири җаһиллиқ қилип ишәнмәй, җамаәт алдида Рәббимиз Әйса­ниң йолиға һақарәт кәлтүрди. Шуңа Павлус мәсиһийләрни елип улардин айрилди вә һәр күни Тираннус исимлиқ адәмниң мәктивидә сөһбәтлишишни давамлаштурди.
Acts UyCyr 19:10  Бу хизмәт икки жил давамлашти. Нәтиҗидә Асия өлкисидики пүтүн хәлиқ, йәһудийлар яки йәһудий әмәсләр болсун, һәммиси Рәббимиз Әйса һәққидики сөзләрдин хәвәр­дар болди.
Acts UyCyr 19:11  Худа Павлус арқилиқ әҗайип мөҗүзиләрни яратти.
Acts UyCyr 19:12  Бәзиләр һәтта қол яғлиқ вә лөңгилирини Павлусниң тенигә тәккүзүп, андин кесәлләрниң йениға апирип, уларниң учисиға йепип қоятти. Нәтиҗидә кесәлләр сақийип, җинлар уларниң тенидин чиқип кетәтти.
Acts UyCyr 19:13  Шу әтрапта айәт оқуп җин қоғлашни кәсип қиливалған бәзи йәһудийларму бар еди. Улар Рәббимиз Әйсаға ишәнмигән болсиму, Униң намини ишлитип, җинларни һайдавәтмәкчи болушатти. Улар җинларға: «Павлус ейтқан Әйсаниң намидин буйруймәнки, бу тәндин чиқип кетиңлар!» дәйдиған болди.
Acts UyCyr 19:14  Бу ишни қилғанларниң арисида Скева исимлиқ бир йәһудий алий роһанийниң йәттә оғлиму бар еди.
Acts UyCyr 19:15  Бир күни улар җин чаплишивалған бир кишиниң тенидики җинни қоғлимақчи болғанда, җин чиқишқа унимай, улардин: — Мән Әйсани тонуймән, Павлусниң ким екәнлигиниму били­мән, бирақ өзәңларчу? Өзәңлар ким болисиләр? — дәп сориди.
Acts UyCyr 19:16  Шуниң билән җин чаплишивалған киши шиддәтлик һуҗумға өтүп, җин қоғлиғучиларни йәр билән йәксән қиливәтти. Улар җараһәтлинип, кийимлири житилип, ялиңач һалда өйдин қечип чиқип кәтти.
Acts UyCyr 19:17  Әфәс шәһиридә яшайдиған пүтүн йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрму бу ишни аңлап, наһайити қорқушти. Шуниңдин кейин Рәббимиз Әйсаниң нами бу йәрдиму көп һөрмәткә сазавәр болди.
Acts UyCyr 19:18  Нәтиҗидә нурғун мәсиһийләр бурун қилған яманлиқлирини очуқ иқрар қилишқа башлиди.
Acts UyCyr 19:19  Сехиргәрлик қилған бир мунчә адәмләр өзли­риниң сехиргәрлик тоғрисидики китаплирини әкелип бир йәргә догилап, көпчиликниң алдида көйдүрүшти. Бу китапларниң қим­мити җәми әллик миң күмүч тәңгигә йетәтти.
Acts UyCyr 19:20  Шундақ қилип, Рәббимиз­ниң тәлими умумйүзлүк тарқилип, зор тәсир пәйда қилди.
Acts UyCyr 19:21  Бу ишлардин кейин Павлус Македонийә вә Юнан өлкиси арқилиқ Йерусалимға қайтиш қарариға кәлди. У: — У йәргә барғандин кейин Рим шәһиригә беришим керәк, — деди.
Acts UyCyr 19:22  Буниң билән у ярдәмчилиридин Тимотий билән Ераст иккисини өзиниң беришиға тәйярлиқ қилиш үчүн, Македонийә өлкисигә әвәти­ве­тип, өзи йәнә бир мәзгил Асия өлкисидә қалди.
Acts UyCyr 19:23  Дәл шу чағда Әфәс шәһиридә Рәббимиз Әйса йолиға қарши еғир қалаймиқанчилиқ йүз бәрди.
Acts UyCyr 19:24  Аял илаһ Артемисниң шәривигә ясалған бутханиниң күмүч һәйкәллирини ясиған Димитрий исимлиқ бир зәргәр бар еди. Униң һүнәрвәнлири бу һүнәр билән көп пайда алған еди.
Acts UyCyr 19:25  Димитрий һүнәрвәнлири вә өз хизмитигә мунасивәтлик устиларни жиғип, уларға: — Қериндашлар, бизниң риваҗ тепишимиз һүниримизгә бағлиқ екәнлигини билисиләр.
Acts UyCyr 19:26  Һазир һелиқи Павлус дегән әбләхниң немә ишларни қилип жүргәнлигини аңлиған һәм көргән болушуңлар керәк. У «Қол билән ясавалған бутлириңлар Худа әмәс», дейиш билән Әфәс вә пүтүн Асия өлкисидики нурғунлиған кишиләрни қаймуқтуруп, туюқ йолға башлаватиду.
Acts UyCyr 19:27  Бундақ болғанда, бизниң бу кәспимизниң намиға дағ чүшүш ховупи болупла қалмай, бәлки улуқ аял худайимиз Артемисниң бутханисиму қәдирләнмәй, һәтта Асия өлкиси вә пүткүл йәр йүзидикиләр ибадәт қилип кәлгән аял худайимизниң шан-шәривиниң йоқилиш ховупиму болиду! — деди.
Acts UyCyr 19:28  Бу сөзләрни аңлиған көпчиликниң ғәзиви өрләп, қайта-қайта: — Биз әфәсликләрниң аял худаси Артемис улуқтур! — дәп чуқан селишқа башлиди.
Acts UyCyr 19:29  Буниң билән пүтүн шәһәр астин-үстүн болуп кәтти. Топилаң­чилар Павлусниң сәпәрдашлиридин македонийәлик Гаюс вә Аристар­хусларни тутувелип, алдиға селип, үсти очуқ театрханиға елип барди.
Acts UyCyr 19:30  Павлус топилаңчилар арисиға кирип сөзлимәкчи болуведи, лекин мәсиһийләр уни кириштин тосиди.
Acts UyCyr 19:31  Һәтта Павлусниң достлири болған бәзи жуқури дәриҗилик әмәлдарларму Павлусқа адәм әвәтип, уни театрханиға бериш ховупиға тавакәл қилмаслиққа өтүнди.
Acts UyCyr 19:32  Бу чағда пүтүн театрниң ичи вараң-чуруңға толған болуп, бири бир немә дәп вақириса, йәнә бири йәнә бир немә дәп вақиратти. Көп сандики кишиләр өзлириниң немигә жиғилғанлиғиниму билмәтти.
Acts UyCyr 19:33  Йәһудийлар өзлириниң Павлусниң тәрәпдарлири әмәслигини көрси­тиш үчүн, Искәндәр исимлиқ адәмни өзлирини ақлаш мәхси­тидә алдиға чиқарди. Искәндәр көпчиликкә қол ишаритини қилип, йәһудийларни ақлашқа башлиди.
Acts UyCyr 19:34  Бирақ көпчилик униң йәһудий екәнлигини билгәндә, бу ишта униңму җавапкәрчилиги бар охшайду, дәп қалди. Шуңа көпчилик тәңла: — Худайимиз Артемис улуқтур! — дәп икки саатчә чуқан селишти.
Acts UyCyr 19:35  Ахирида шәһәрниң йәрлик әмәлдари халайиқни тиничландуруп мундақ деди: — Әй Әфәс хәлқи! Биз әфәсликләрниң улуқ Артемис бутханисиниң вә униң асмандин чүшкән муқәддәс тешиниң қоғдиғучиси екәнли­гини билмәйдиған киши барму?!
Acts UyCyr 19:36  Бу ишларни һеч ким йоққа чиқири­ветәлмәйду. Шуңа силәр өзәңларни бесивелишиңлар, ойлимай бирәр көңүлсиз иш чиқирип қоймаслиғиңлар керәк.
Acts UyCyr 19:37  Силәр бу кишиләрни бу йәргә сорақ қилишқа елип кәлдиңлар. Лекин улар йә бутханиниң бирәр нәрсисини оғрилап кәткини, йә бизниң аял худайимизға күпүрлүк қилғини йоқ.
Acts UyCyr 19:38  Әгәр Димитрий вә униң кәсипдашлириниң һәр қандақ бир кишиниң үстидин шикайити болса, сорақханилар очуқ. Сорақчиларму бар. Шикайитини шу йәргә берип қилсун.
Acts UyCyr 19:39  Башқа мәсилилириңлар болсиму, қануний жиғинларға берип бир тәрәп қилишиңлар лазим.
Acts UyCyr 19:40  Римлиқлар бүгүнки вақиәни топи­лаң дәп, бизгә җаза бериши еһтималға наһайити йеқин. Бу қалаймиқан­чилиқниң һеч сәвәви болмиған екән, һесавиниму берәлмәймиздә! Бу сөзләрни қилғандин кейин, у хәлиқни тарқитивәтти.
Chapter 20
Acts UyCyr 20:1  Топилаң бесилғандин кейин, Павлус мәсиһийләрни чақирип, уларни илһамландурди вә улар билән хошлишип, Македонийә өлкисигә кәтти.
Acts UyCyr 20:2  У шу әтраптики җайларни арилап, мәсиһийләрни илһамландуридиған нурғун сөзләрни қилғандин кейин, Юнанға берип,
Acts UyCyr 20:3  у йәрдә үч ай турди. Павлус кемигә олтирип Сурийә өлкисигә қайтмақчи болуп турғанда, йәһудийларниң уни өлтүрүш сүйиқәстидә екәнлигидин хәвәр тепип, Македонийә өлкисидин өтүп, қуруқлуқ билән қайтип кетиш қарариға кәлди.
Acts UyCyr 20:4  Униң билән биллә болғанлар, бериялиқ Пирус оғли Сопатер, салоникилиқлардин Аристархус билән Секундус, дәрбәлик Гаюс, Тимотий вә Асия өлкисидин Тикикус билән Трофимлар еди.
Acts UyCyr 20:5  Улар башта Троас шәһиригә кемә билән берип, бизниң йетип беришимизни күтүп турди.
Acts UyCyr 20:6  «Петир нан» һейтидин кейин, биз Филипи шәһиридин кемигә олтирип, бәш күндин кейин Троасқа келип, улар билән учраштуқ вә у йәрдә бир һәптә турдуқ.
Acts UyCyr 20:7  Йәкшәнбә күни биз нанни бөлүшүп, һәзрити Әйсани хатириләш үчүн бир йәргә җәм болдуқ. Павлус әтиси кәтмәкчи болғачқа, көпчи­ликкә түн йеримғичә тәлим бәрди.
Acts UyCyr 20:8  Биз җәм болған жуқурқи қәвәт­тики һоҗрида нурғун май чирақлар йенип туратти.
Acts UyCyr 20:9  Әфтикус исимлиқ бир жигит деризидә олтарған еди. Павлусниң сөзи давамлаш­қансири май чирақниң иси һоҗрини қаплап, һелиқи жигитни үгдәк басти. Кейин у қаттиқ уйқиға кетип, үчинчи қәвәттин йәргә жиқилип чүшти. Көпчилик уни йәрдин көтирип қариса, у өлүп боптекән.
Acts UyCyr 20:10  Павлус пәскә чүшүп, өзини униң үстигә етип, қучақлап туруп: — Һодуқмаңлар, у тирик, — деди.
Acts UyCyr 20:11  Кейин үстүнки қәвәткә чиқип, һәзрити Әйсани хатириләш үчүн нанни бөлүшүп йәп, ибадәт қилдуқ. Павлус таң атқичә сөзини давамлаштурғандин кейин, биз бу йәрдин йолға чиқтуқ.
Acts UyCyr 20:12  Троастики мәсиһийләр болса, һелиқи жигитни өйигә һаят апирип қойди. Көпчилик бу вақиәдин чоңқур тәсәлла тапти.
Acts UyCyr 20:13  Павлус Троас шәһиридин Асос шәһиригә пиядә бармақчи болди. Шуңа у бизниң кемә билән алдин-ала жүрүп, у шәһәргә униңдин бурун йетип берип, у йәрдә бизниң униң билән учришишимизни орунлаштурған еди.
Acts UyCyr 20:14  Кейин Асоста учраштуқ вә кемигә чүшүп, Мидилли шәһиригә кәлдуқ.
Acts UyCyr 20:15  Андин йәнә йолға чиқип, әтиси Хийос арилиниң йениға кәлдуқ. Үчинчи күни Әфәстин өтүп Самос арилиға кәлдуқ вә униң әтиси кемә билән Милет шәһиригә бардуқ.
Acts UyCyr 20:16  Асия өлкисидә көп вақитни өткүзүвәтмәслик үчүн, Павлус Әфәстә тохтимаслиқни қарар қилған еди. У йәһудийларниң ома һейтини мүмкин қәдәр Йерусалимда өткүзүш үчүн алдиратти.
Acts UyCyr 20:17  Павлус Милет шәһиридин Әфәскә адәм әвәтип, мәсиһийләр җамаити йетәкчилирини чақирди.
Acts UyCyr 20:18  Улар кәлгәндин кейин, Павлус уларға мундақ деди: — Мән Асия өлкисигә аяқ басқан биринчи күндин тартип, силәр билән қандақ өткәнлигим һәр бириңларға мәлум.
Acts UyCyr 20:19  Йәһудийларниң сүйиқәстлири түпәйлидин тартқан азаплар ичидә, көзүмдин яш үзүлмигән һалда кәмтарлиқ билән Рәббимиз Әйсаниң хизмитидә болдум.
Acts UyCyr 20:20  Мәйли аммивий сорунларда болсун яки өйлириңларда болсун, силәргә тәлим бәргән вақитлиримда, силәргә пайдилиқ болғанла нәрсиләрни ейтмай қоймидим.
Acts UyCyr 20:21  Йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрни товва қилип, Худаға йүзлинишкә вә Рәббимиз Әйсаға ишинишкә чақирдим.
Acts UyCyr 20:22  Һазир Муқәддәс Роһниң әмригә асасән Йерусалимға кетивати­мән. У йәрдә қандақ ишларға дуч келидиғанлиғимни уқмаймән.
Acts UyCyr 20:23  Пәқәт шуни билимәнки, Муқәддәс Роһ мән баридиғанла шәһәрләрдә мени зиндан вә азапларниң күтүп туридиғанлиғини алдин-ала ейтип кәлмәктә.
Acts UyCyr 20:24  Лекин мән өз вәзипәмни түгитишим, Рәббимиз Әйсаниң тапшурған хизмитини муваппәқийәтлик орунлишим, йәни Худаниң меһир-шәпқити тоғрисидики Хуш Хәвәрниң гувачиси болушум үчүн, өз һаятимни қилчә айимай, Йерусалимға кетиватимән.
Acts UyCyr 20:25  Мән силәр билән арилишип, һәр бириңларға Худаниң Падиша­лиғи һәққидә чүшәндүрдүм. Әнди маңа мәлумки, буниңдин кейин силәр мени қайта көрәлмәйсиләр.
Acts UyCyr 20:26  Шуниң үчүн бүгүн силәргә шуни җиддий ейтип қояйки, араңларда һәр қандақ бир киши қутқузулмиса, мән җавапкәр әмәсмән.
Acts UyCyr 20:27  Чүнки мән Худаниң ирадисини қилчә йошурмастин силәргә толуқ йәткүздүм.
Acts UyCyr 20:28  Өзәңларға пәхәс болуңлар, Муқәддәс Роһ силәрниң йетәкчилик қилишиңларға тапшурған барлиқ қериндишиңларғиму пәхәс болуңлар. Падичи қойлирини баққандәк, силәрму Худаниң җамаитини беқиңлар, чүнки Худа уларни Өз Оғли­ниң қениға сетивалған.
Acts UyCyr 20:29  Маңа аянки, мән кәткәндин кейин, чил бөриләр падини қалаймиқанлаштурғанға охшаш,
Acts UyCyr 20:30  силәрниң араңлар­динму бәзиләр мәсиһийләрни өзлиригә әгәштү­рүш үчүн хата тәлим тарқитиду.
Acts UyCyr 20:31  Шуңа һошияр болуңлар, мениң үч жил кечә-күндүз демәй, силәргә яш аққузуп несиһәт бәргәнлигимни есиңларда тутуңлар.
Acts UyCyr 20:32  Әнди мән силәрни Худаға вә Униң меһир-шәпқәтлик сөзлиригә тапшурдум. Бу сөзләр арқилиқ Худа ишәнчиңларни күчәйтиду вә Өзиниң муқәддәс хәлқигә атиған мирастин силәрни һөзүрләндүриду.
Acts UyCyr 20:33  Силәргә мәлумки, мән һеч қачан һәр қандақ кишиниң кийимлиригә яки алтун-күмүчлиригә көз қиримниму салмидим.
Acts UyCyr 20:34  Мән икки били­гимгә тайинип, өзәмниң вә һәмралиримниң һаҗитидин чиқтим.
Acts UyCyr 20:35  Һәр қандақ ишта силәргә мошундақ әҗир арқилиқ һаҗәтмәнләргә ярдәм бериш лазимлиғини көрсәттим. Шундақ қилсаңлар, Рәббимиз Әйса Өзи ейтқан: «Бәрмәк алмақтинму зор бәхит», дегинини есиңлар­дин чиқармайсиләр!
Acts UyCyr 20:36  Павлус бу сөзләрни қилип болғандин кейин, һәммиси билән бир­лик­тә тизлинип олтирип дуа қилди.
Acts UyCyr 20:37  Көпчилик көз яш қилишип, униң билән қучақлишип, сөйүшүп хошлашти.
Acts UyCyr 20:38  Уларни әң мәйүслән­дүргини Павлусниң, «Буниңдин кейин силәр мени қайта көрәлмәй­силәр», дегән сөзи болди. Кейин улар уни кемигә чиқирип узитип қойди.
Chapter 21
Acts UyCyr 21:1  Биз улар билән хошлишип, кемә билән удул Қос арилиға қарап йол алдуқ. Әтиси Родос арилиға, у йәрдин Патарая шәһиригә бардуқ.
Acts UyCyr 21:2  Патараяда Фәникийә райониға баридиған бир кемини тепип, униңға олтирип йолға чиқтуқ.
Acts UyCyr 21:3  Сипрус арили көрүнгәндин кейин, униң җәнубидин айлинип өтүп, Сурийә өлкисигә қарап меңип, Тир шәһиридә қуруқлуққа чиқтуқ, чүнки кемә бу йәрдә жүкини чүши­рәтти.
Acts UyCyr 21:4  Бу йәрдә мәсиһийләрдин бәзилирини тепип, уларниң йенида йәттә күн турдуқ. Муқәддәс Роһ уларға Павлусниң Йерусалимда тарти­ди­ған азаплиридин хәвәр бәргән еди, шуңа улар униңға Йерусалимға барма, дәп несиһәт қилди.
Acts UyCyr 21:5  Бирақ биз у йәрдә бир һәптә турғандин кейин, сәпиримизни давамлаштурдуқ. Мәсиһийләр вә уларниң хотун-балилириниң һәммиси бизни шәһәрниң сиртиға узитип чиқти. Һәм­ми­миз деңиз бойида тизлинип олтирип биллә дуа қилдуқ.
Acts UyCyr 21:6  Хошлаш­қандин кейин биз кемигә чиқтуқ, улар өйлиригә қайтишти.
Acts UyCyr 21:7  Тир шәһиридин деңиз сәпиримизни давамлаштуруп, Питолимай шәһиригә кәлдуқ. У йәрдики мәсиһийләр билән көрүшүп, уларниң йенида бир күн турдуқ.
Acts UyCyr 21:8  Әтиси у йәрдин чиқип, кемә билән Қәйсә­рийә шәһиригә келип, Хуш Хәвәр йәткүзгүчи Филипниң өйигә берип қондуқ. У бурун Йерусалимдики мәсиһийләр тәрипидин хизмәткә талланған йәттә кишиниң бири еди.
Acts UyCyr 21:9  Бу кишиниң Худаниң пәйғәмбәрлик сөзлирини ейталайдиған, техи талалиқ болмиған төрт қизи бар еди.
Acts UyCyr 21:10  Биз у йәрдә бир нәччә күн турғандин кейин, Йәһудийә өлкисидин Агабус исимлиқ бир пәйғәмбәр кәлди.
Acts UyCyr 21:11  Бу киши бизниң алдимизға келип, Павлусниң бәлбеғини қолиға елип, өзиниң пут-қолини бағлап: — Муқәддәс Роһ дедики, бу бәлбағниң егиси Йерусалимда йәһу­дий­лар тәрипидин мошундақ бағлинип, римлиқларниң сорақ қилинишиға тапшурулиду, — деди.
Acts UyCyr 21:12  Биз бу сөзни аңлиғандин кейин, шу йәрлик кишиләр билән бир­ликтә Павлусниң Йерусалимға бармаслиғини өтүндуқ.
Acts UyCyr 21:13  Лекин Павлус: — Силәр немишкә мунчивала қайғуруп жүригимни езисиләр? Мән Йерусалимда Рәббимиз Әйса үчүн тутқун болушқила әмәс, у йәрдә өлүшкиму тәйярмән, — дәп җавап бәрди.
Acts UyCyr 21:14  Биз уни қайил қилалмай болди қилдуқ вә: — Худаниң халиғинидәк болсун, — дедуқ.
Acts UyCyr 21:15  У йәрдә бир нәччә күн туруп, жүк-тақимизни жиғиштуруп, Йеру­са­­лимға бардуқ.
Acts UyCyr 21:16  Қәйсәрийәлик мәсиһийләрдин бир нәччиси биз билән һәмсәпәр болуп, Йерусалимда бизни Минасон исимлиқ бир сипруслуқниң өйигә башлап барди. Бу киши бурунқи мәсиһийләрдин еди.
Acts UyCyr 21:17  Йерусалимда мәсиһийләр бизни қизғин қарши алди.
Acts UyCyr 21:18  Әтиси биз Павлус билән биллә Яқупни көргили бардуқ. Яқуп билән мәсиһийләр җамаитидики башқа йетәкчиләрниң һәммиси у йәргә жиғилған еди.
Acts UyCyr 21:19  Павлус улар билән аманлашқандин кейин, Худаниң йәһудий әмәсләр ичидә өзи арқилиқ қилған пүтүн ишлирини уларға тәпсилий мәлум қилди.
Acts UyCyr 21:20  Буларни аңлиған көпчилик Худаға мәдһийә ейтип, Павлусқа: — Әй қериндаш, Йерусалимда әһвал мундақ: йәһудийлар ичидә нәччә миңлиған киши һәзрити Әйсаға ишиниду. Уларниң һәммиси Тәврат қануниға қаттиқ әмәл қилиду.
Acts UyCyr 21:21  Уларниң аңлишичә, сиз йәһудий әмәсләрниң арисида яшиған пүтүн йәһудийларға балилирини хәтнә қилдурмаслиқни, йәһудийларниң башқа әнъәнилиригә риайә қилишниң һаҗити йоқлиғини үгитип, Тәвратни чөрүветипсиз.
Acts UyCyr 21:22  Шуңа бу йәрдики йәһудийлар сизниң бу йәргә кәлгәнлигиңизни аңлап сизгә чоқум зиянкәшлик қилмай қалмайду! Әнди қандақ қилиш керәк?
Acts UyCyr 21:23  Бизниңчә мундақ қилсиңиз: аримизда Худани рази қилиш үчүн қәсәм бәргән төрт адәм бар.
Acts UyCyr 21:24  Сиз уларни елип, улар билән бирликтә Тәвраттики тазилиниш диний қаидисидин өтүң, уларниң қурванлиқ чиқимлирини өзиңиз көтириң. Қурванлиқ қилин­ғандин кейин, улар қәсәмлириниң ада болғанлиғини көрситиш үчүн, чачлирини чүшириду. Буниң билән халайиқ сиз тоғрилиқ аңлиған­лириниң әмәлиятқа уйғун әмәслигини чүшиниду һәм өзиңизниңму Тәвратқа риайә қилидиғанлиғиңизни көриду.
Acts UyCyr 21:25  Йәһудий әмәс мәсиһий­ләргә кәлсәк, улар йәһудийларниң әнъәнилиригә риайә қилмисиму болиду. Пәқәтла өткәнки хетимиздә тапилиғинимиздәк, бутқа атап қурванлиқ қилинған йемәкликләрни йемисун, қанни вә боғуп өлтүрүл­гән һайванниң гөшиниму йемисун, җинсий әхлақсизлиқ қилмисун, — дейишти.
Acts UyCyr 21:26  Буниң билән Павлус у төрт кишини елип, әтиси улар билән биллә тазилиниш диний қаидисини өткүзүшкә барди. У мәркизий ибадәт­ха­ниға кирип, роһанийларға өзлириниң паклиниш муддити­ниң тошуп, һәр қайсиси үчүн қурванлиқ қилинидиған күнни мәлум қилип қойди.
Acts UyCyr 21:27  Йәттә күнлүк муддәт тошушқа аз қалғанда, Асия өлкисидин кәл­гән бәзи йәһудийлар Павлусни мәркизий ибадәтханида көрүп, уни тутувелип, җамаәтни униңға қарши тәшвиқ қилип:
Acts UyCyr 21:28  — Әй исраиллар, ярдәмдә болуңлар! Бу адәм һәммә йәрдә хәлқи­мизгә, Тәврат қанунимизға вә мәркизий ибадәтханимизға қарши сөзләрни тарқитиватиду. Әндиликтә у йәһудий әмәсләрни мәркизий ибадәтханимизға башлап кирип, бу муқәддәс җайни булғимақта! — дәп чуқан көтәрди.
Acts UyCyr 21:29  (Уларниң бундақ дейишиниң сәвәви, буниңдин бурун улар йәһудий әмәс әфәслик Трофимни Павлус билән биллә шәһәрдә көрүп, Павлус уни мәркизий ибадәтханиға башлап кирди, дәп хата ойлиған еди.)
Acts UyCyr 21:30  Шуниң билән пүтүн шәһәр тәврәп кәтти. Тәрәп-тәрәптин жүгрәп кәлгән халайиқ Павлусни тутуп, мәркизий ибадәтханидин сөрәп елип чиқти. Ибадәтхана қаравуллири ибадәт­ханида қалаймиқанчилиқ чиқмисун дәп, ибадәт­ханиниң дәрвазилирини дәрһал йепивәтти.
Acts UyCyr 21:31  Топилаңчилар Павлусни уруп өлтүрүвәтмәкчи болуп турғанда, пүтүн Йерусалимниң қалаймиқан­чилиқ ичидә қалған­лиғи тоғрисидики хәвәр у йәрдә турушлуқ Рим ләшкәрлириниң коман­даниға йетип барди.
Acts UyCyr 21:32  Коман­дан дәрһал ләшкәр вә бир қанчә йүз бешини елип, топилаң болу­ватқан йәргә жүгрәп кәлди. Уларни көргән халайиқ Павлусни урушни тохтатти.
Acts UyCyr 21:33  Командан алдиға өтүп, ләшкәрләргә Павлусни тутуп, икки зәнҗир билән бағлашқа буйриди. Кейин у: — Бу адәм ким? У немә гуна қилди? — дәп сориди.
Acts UyCyr 21:34  Топилаңчиларниң ичидә бәзиләр уни десә, бәзиләр буни дейи­шип, қалаймиқанчилиқ болуп кәтти. Шуңа һәқиқий әһвални ениқлаш­қа амалсиз қалған командан ахир Павлусни яндики қорғанға елип кетишни буйриди.
Acts UyCyr 21:35  Павлус қорғанниң пәләмпийигә кәлгәндә, топилаң­чи­лар техиму зораванлишип кәтти. Шуниң билән ләшкәрләр уни қорғанға көтирип әкетишкә мәҗбур болди.
Acts UyCyr 21:36  Уларниң кәйнидин әгишип маңған халайиқ: — Уни өлтүрүңлар! — дәп вақиришатти.
Acts UyCyr 21:37  Ләшкәрләр Павлусни һәрбий қорғанға әкирип кетишкә аз қалған­да, Павлус грек тилида командандин: — Бир еғиз сөзүм бар еди, ейтсам боламдикин? — дәп сориди. — Грекчә билидикәнсән!
Acts UyCyr 21:38  Ундақта, илгири қалаймиқанчилиқ чиқи­рип, хәнҗәрлик төрт миң топилаңчини башлап чөлгә қечип кәткән һелиқи мисирлиқ сән охшимамсән? — дәп сориди командан.
Acts UyCyr 21:39  — Яқ, мән йәһудий! Киликийә өлкисиниң Тарсус шәһиридә туғул­ған. Шу муһим шәһәрниң пухрасимән. Халайиққа бир нәччә еғиз сөз қилишимға иҗазәт қилсиңиз, — деди Павлус.
Acts UyCyr 21:40  Командан иҗазәт қилди. Павлус пәләмпәйдә туруп, халайиққа қол ишаритини қилди. Көпчилик тиничланғанда, у арамий тилида сөзләшкә башлиди.
Chapter 22
Acts UyCyr 22:1  — Һөрмәтлик йәһудий атилар вә ака-укилар! Әнди өзәмни ақлайдиған сөзлиримгә қулақ селиңлар, — деди Павлус.
Acts UyCyr 22:2  Улар Павлусниң арамий тилида сөзлигинини аңлап, техиму җим болушти. Павлус сөзини давамлаштуруп:
Acts UyCyr 22:3  — Мәнму бир йәһудий, Киликийә өлкисиниң Тарсус шәһиридә туғулдум, лекин Йерусалимда чоң болдум. Даңлиқ Тәврат устази Ғама­лийилдин тәлим елип, әҗдатлиримиздин қалған Тәврат қану­ниға қаттиқ риайә қилип кәлдим. Силәргә охшаш Худа йолида пүтүн вуҗудум билән қизғин ишлигән едим.
Acts UyCyr 22:4  Һәзрити Әйса йолида маңған­ларға зиянкәшлик қилип, уларниң өлүшигә сәвәпчи болдум. Һәзрити Әйсаға әгәшкәнләрни әр-аял демәй тутуп, зинданға ташлаттим.
Acts UyCyr 22:5  Бу тоғрилиқ баш роһаний вә пүткүл алий кеңәшмә мениң сөзлиримниң растлиғини испатлап берәләйду. Мән улардин Дәмәшқтики йәһудий башлиқларға йезилған хәтләрни елип, у йәрдики һәзрити Әйсаға ишинидиғанларни җазалаш үчүн, Йерусалимға кишәнләп елип келиш нийитидә йолға чиққан едим.
Acts UyCyr 22:6  Чүшкә йеқин Дәмәшққә йетип келишкә аз қалғинимда, туюқсиз асмандин бир күчлүк нур чүшүп, әтрапимни йорутувәтти.
Acts UyCyr 22:7  Йәргә жиқилдим. Андин «Саул, Саул, Маңа немишкә зиянкәшлик қилисән?» дегән авазни аңлидим.
Acts UyCyr 22:8  «Әй Рәббим, Сән Кимсән?» дәп сорисам, У: «Мән сән зиянкәшлик қиливатқан насирәлик Әйса!» деди.
Acts UyCyr 22:9  Мән билән биллә кетиватқанлар у нурни көргән болсиму, лекин маңа қилинған сөзләрни чүшәнмәпту.
Acts UyCyr 22:10  Мән йәнә: «Әй Рәббим, мән немә қилай?» дәп сорисам, У маңа: «Орнуңдин тур, Дәмәшққә кир, Худа саңа тапшурған ишларниң һәммисини у йәрдә уқисән!» деди.
Acts UyCyr 22:11  Һелиқи күчлүк нурдин көзлирим көрмәс болуп қалди. Шуңа йенимдикиләр қолумдин йетәкләп, Дәмәшққә елип кирди.
Acts UyCyr 22:12  У йәрдә Һанания исимлиқ бир киши бар еди. У Худаға садақәтмән, Тәврат қанунимизға қаттиқ әмәл қилидиған киши болуп, Дәмәшқ­тики пүтүн йәһудийларниң һөрмитигә сазавәр еди.
Acts UyCyr 22:13  У келип, йенимда туруп: «Қериндишим Саул, көзлириң әслигә кәлсун», деди. Шу ан көзлирим әслигә келип, уни көрдүм.
Acts UyCyr 22:14  У маңа: «Әҗдатлиримиз етиқат қилип кәлгән Худа сени Өзиниң ирадисини билишиң үчүн таллиди. У йәнә Өзиниң адил Хизмәткари болған һәзрити Әйсани көрүшүң үчүн вә Униң ағзидин чиққан сөзләрни аңлишиң үчүн сени таллиди.
Acts UyCyr 22:15  Чүнки сән көргән-аңлиғанлириңни пүтүн инсанларға йәткүзисән!
Acts UyCyr 22:16  Шундақ екән, сән йәнә немини күтүп турисән? Орнуңдин туруп, чөмүл­дүрүлгин вә Рәббимизгә дуа қилип, гуналириңдин паклан», деди.
Acts UyCyr 22:17  Кейин Йерусалимға қайтип кәлдим. Мәркизий ибадәтханида дуа қиливатқинимда, көзүмгә бир ғайибанә аламәт көрүнди.
Acts UyCyr 22:18  Бу аламәттә мән Рәббим Әйсани көрдүм. У маңа: «Йерусалимдин дәрһал кәт, чүнки бу йәрниң адәмлири сениң Маңа қилған гувалиғиңни қобул қилмайду», деди.
Acts UyCyr 22:19  Мән: «Әй Рәббим, улар мениң һәммә йәрдә ибадәтханиларға кирип, Саңа ишәнгәнләрни тутқун қилип урғанлиғимни билиду.
Acts UyCyr 22:20  Хәлиқни Саңа ишинишкә дәвәт қилған Истипан өлтүрүлгәндә, мәнму шу йәрдә едим. Уни өлтүргәнләрниң кийимлирини сақлап, қилмишлириға қошулған едим! Мән бу йәрдә турсам, улар мениң гепимгә чоқум ишиниду», дедим.
Acts UyCyr 22:21  Бирақ Рәббим Әйса маңа йәнә: «Йерусалимдин чиқип кәт. Сени жирақ җайларға, йәһудий әмәсләрниң арисиға әвәтимән», деди.
Acts UyCyr 22:22  Павлусниң сөзлиригә баштин аяқ қулақ селиватқан халайиқ униң йәһудий әмәсләр һәққидики сөзини аңлаш биләнла: — Уни йоқитиш керәк! Өлтүрүш керәк! У өлүшкә тегишлик! — дәп чуқан селишти.
Acts UyCyr 22:23  Улар бир тәрәптин чуқан селип, бир тәрәптин кийим­лирини пулаңлитип, топа соруп, чаң чиқиривәтти.
Acts UyCyr 22:24  Рим коман­дани Павлусни қорғанға әкирип кетишкә әмир қилди вә халайиқниң униңға немә үчүн бундақ чуқан салидиғанлиғини тәкшүрмәкчи болуп, ләшкәрлиригә уни қамчилап сорақ қилишни буйриди.
Acts UyCyr 22:25  Улар Павлусни түврүккә бағлап қамчилимақчи болғанда, Павлус йенида турған йүз бешиға: — Бир Рим пухрасини сотлимайла қамчилишиңлар қанунға уйғунму? — деди.
Acts UyCyr 22:26  Бу сөзни аңлиған йүз беши команданниң алдиға берип: — У киши Рим пухраси екән. Сиз немә иш қиливатқанлиғиңизни бил­мәмсиз?! — деди.
Acts UyCyr 22:27  Командан Павлусниң алдиға берип, униңдин: — Ейтқин, сән расттинла Рим пухрасиму? — дәп сориди. — Раст, — дәп җавап бәрди Павлус.
Acts UyCyr 22:28  — Мән нурғун пул хәшләп, аран пухралиқ салаһийитигә егә бол­дум, — деди командан. Павлус: — Мән туғулушумдин шундақ, — деди.
Acts UyCyr 22:29  Шуниң билән Павлусни сораққа тартмақчи болған ләшкәрләр дәрһал өзини чәткә алди. Уни бағлатқан команданму униң Рим пух­раси екәнлигини билип, қорқуп кәтти. Чүнки у бир Рим пухрасини қанунсиз һалда бағлап, қамчилашқа әмир қилған еди.
Acts UyCyr 22:30  Командан йәһудийларниң Павлусниң үстидин қилған шикайити­ниң сәвәвини һәқиқий билиш үчүн, әтиси уни йешиветип, алий роһаний­лар вә пүтүн йәһудий алий кеңәшмисидикиләрниң бир йәргә жиғилишини буйриди. Андин Павлусни елип келип, уларниң алдиға турғузди.
Chapter 23
Acts UyCyr 23:1  Павлус алий кеңәшмә башлиқлириға тикилип туруп: — Қериндашлар, мән бүгүнгичә Худаниң алдида пак вижда­ним билән яшап кәлдим, — деди.
Acts UyCyr 23:2  Буни аңлиған баш роһаний Һанания Павлусниң йенида турған­лар­ға униң ағзиға урушни буйриди.
Acts UyCyr 23:3  Павлус униңға: — Әй теши пал-пал сахтипәз! Сени Худа уриду! Сән у йәрдә олтирип мени Тәврат қануни бойичә сораққа тартмақчи, лекин мени урғузуп, өзәң Тәврат қануниға хилаплиқ қиливатисән! — деди.
Acts UyCyr 23:4  — Сән Худаниң баш роһанийиға һақарәт кәлтүрүватамсән?! — дейишти йенида турғанлар.
Acts UyCyr 23:5  Павлус: — Мени кәчүрүңлар! Мән униң баш роһаний екәнлигини билгән болсам, ундақ демәттим, чүнки Тәвратта: «Хәлқиңни башқуридиған башлиққа төһмәт қилма!» дейилгән, — деди.
Acts UyCyr 23:6  Павлус бу бир топ кишиләрниң ичидә бәзилири садуқий диний еқими­дикиләр, йәнә бәзилири пәрисий диний еқимидикиләр екәнли­гини билип, уларни талаш-тартишқа селиш үчүн алий кеңәшмидә жуқури аваз билән: — Қериндашлар, мән болсам пәрисийләрдин болимән вә бир пәрисийниң оғлимән! Мән өлгәнләрниң қайта тирилишини үмүт қилғанлиғим үчүнла бүгүн бу йәрдә сораққа тартиливатимән! — дәп вақириди.
Acts UyCyr 23:7  Бу сөз униң ағзидин чиқиши билән тәң, пәрисийләр билән садуқийлар талаш-тартиш қилишип кәтти. Кеңәшмидикиләр иккигә бөлүнүп кәтти.
Acts UyCyr 23:8  Чүнки садуқийлар өлгәнләрниң қайта тирилишигә, периштә вә роһларниң барлиғиға ишәнмәйду. Лекин пәрисийләр буларға ишиниду.
Acts UyCyr 23:9  Буниң билән чуқан-сүрән барғансири күчәйди. Пәрисий еқимидики бәзи Тәврат устазлири орнидин туруп: — Биз бу адәмдин һеч қандақ хаталиқ тапалмидуқ! Еһтимал, раст­тин бир роһ яки периштә униң билән сөзләшкән болса, һәҗәп әмәс! — дәп қаттиқ муназириләшти.
Acts UyCyr 23:10  Талаш-тартиш овҗ елип кәтти. Йәһудийларниң Павлусни тартип парчә-парчә қиливетиштин қорқуп қалған командан ләшкәрлириниң залға кирип, кишиләрниң арисидин Павлусни зорлуқ билән тартип чиқип, қорғанға әкирип кетишини буйриди.
Acts UyCyr 23:11  Шу күни кечиси Рәббимиз Әйса Павлусниң йенида туруп: — Ғәйрәтлик бол! Сән Йерусалимда Мән үчүн гувалиқ бәргиниңдәк, әнди Рим шәһиридиму шундақ қилишиң керәк, — деди.
Acts UyCyr 23:12  Әтиси әтигәндә бәзи йәһудийлар мәхпий сүйиқәстлик қилишни планлап, Павлусни өлтүрмигичә һеч нәрсә йемәймиз, ичмәймиз, дәп қәсәм қилишти.
Acts UyCyr 23:13  Бу сүйиқәстни планлиғучилар қириқ нәччә киши еди.
Acts UyCyr 23:14  Улар алий роһанийлар вә йәһудий ақсақаллириниң алдиға берип: — Биз Павлусни өлтүрмигичә һеч нәрсә йемәймиз, дәп қаттиқ қәсәм қилдуқ.
Acts UyCyr 23:15  Һазир силәр вә алий кеңәшмә Павлусниң ишлирини техиму тәпсилий тәкшүрүш баниси билән уни кеңәшмигә елип келишни Рим команданидин тәләп қилиңлар. Биз тәйяр туруп, уни кеңәшмигә елип келиштин илгирила өлтүрүветимиз, — деди.
Acts UyCyr 23:16  Бирақ бу сүйиқәсттин хәвәр тапқан Павлусниң сиңлисиниң оғли дәрһал һәрбий қорғанға кирип, Павлусқа хәвәр қилип қойди.
Acts UyCyr 23:17  Буниң билән Павлус йүз бешилиридин бирини чақиртип, униңға: — Бу жигитни командан билән көрүштүрүп қойсиңиз. Униң коман­данға мәлум қилидиған иши бар екән, — деди.
Acts UyCyr 23:18  Йүз беши бу жигитни команданниң алдиға башлап кирип: — Мәһбус Павлус мени чақиртип, бу жигитни сиз билән көрүш­түрүп қоюшумни тәләп қилди, чүнки униң сизгә мәлум қилидиған иши бар екән, — деди.
Acts UyCyr 23:19  Командан жигитни қолидин тутуп, бир чәткә тартип: — Мәлум қилидиған немә ишиң бар? — дәп сориди.
Acts UyCyr 23:20  У җававән мундақ деди: — Йәһудий ақсақаллири Павлусниң ишлирини тәпсилий тәкшүрүш баниси билән өзлиридин әтә уни йәһудий алий кеңәшмисигә елип бериш­ни тәләп қилишқа келишти.
Acts UyCyr 23:21  Уларға мақул болмиғайсиз, чүнки қириқ нәччә адәм уни йошурун күтүп туриду. Улар Павлусни өлтүрми­гичә һеч нәрсә йемәймиз һәм ичмәймиз, дәп қәсәм қилишипту. Һазир өзлириниң уларниң тәливигә қошулушлирини күтүп туриду.
Acts UyCyr 23:22  Командан униңға: — Бу ишни маңа мәлум қилғанлиғиңни һеч ким уқмисун, — дәп тапилап, уни қайтурди.
Acts UyCyr 23:23  Командан йүз бешидин иккини чақиртип: — Икки йүз пиядә ләшкәр, йәтмиш атлиқ ләшкәр вә икки йүз нәйзи­ваз ләшкәр һазирлап, бүгүн кечә саат тоққузда Қәйсәрийә шәһиригә қарап йолға чиқиңлар.
Acts UyCyr 23:24  Шуниң билән биллә Павлусни һаким Феликсниң йениға сақ-саламәт йәткүзүш үчүн, униңға улақ тәйярлаңлар, — дәп буйриди.
Acts UyCyr 23:25  Командан Лисияс Павлус һәққидә Феликскә йәнә мундақ бир хәт язди:
Acts UyCyr 23:26  «Һөрмәтлик һаким Феликс җанаплириға Клавдиюс Лисияс­тин еһтирам билән салам!
Acts UyCyr 23:27  Мәхсәткә кәлсәм, бу кишини йәһудийлар тутувалған болуп, өлтүрмәкчи болған еди. Лекин униң Рим пухраси екәнлигини билип қелип, ләшкәр башлап берип уни қутқуздум.
Acts UyCyr 23:28  Мән уларниң бу киши үстидин қилған шикайи­тиниң сәвәвини тәкшүрүп ениқлимақчи болуп, уни йәһудий­лар­ниң алий кеңәшмисигә елип бардим.
Acts UyCyr 23:29  Нәтиҗидә мән уларниң униң үстидин қилған шикайитиниң диний қануниға даир мәсилиләрдин башқа нәрсә әмәс екәнлигини байқидим. Униңдин өлүм җазасини беришкә яки зинданға ташлашқа лайиқ бирәр җинайәт тапалмидим.
Acts UyCyr 23:30  Кейин мән бәзи йәһудийларниң уни өлтүрүветиш қәстидә болуватқанлиғидин хәвәр тепип, дәрһал уни җанаплириға йоллашни тоғра таптим. Шуниң билән биллә әризә қилғучиларниң шикайәт­лирини өзлириниң алдида қилишини буйридим».
Acts UyCyr 23:31  Ләшкәрләр буйруқ бойичә Павлусни кечиләп Антипатрис шәһи­ригә йәткүзди.
Acts UyCyr 23:32  Әтиси Павлус атлиқ ләшкәрләрниң елип беришиға тапшурулди. Пиядә ләшкәрләр болса, Йерусалимдики һәрбий қорған­ға қайтип кәлди.
Acts UyCyr 23:33  Атлиқлар Қәйсәрийәгә берип, хәтни һакимға сунди вә Павлусниму тапшурди.
Acts UyCyr 23:34  Һаким хәтни оқуғандин кейин, Павлус­ниң қайси өлкидин екәнлигини сорап, униң өз башқуру­шидики Киликийәдин кәлгәнлигини билип,
Acts UyCyr 23:35  униңға: — Сени үстүңдин әризә қилғучилар кәлгәндә, бир тәрәп қилимән, — деди вә ләшкәрләргә уни Һирод хан салған ордидики бир өйгә солап, назарәт қилишни буйриди.
Chapter 24
Acts UyCyr 24:1  Бәш күндин кейин баш роһаний Һанания вә ақсақаллардин бир нәччиси Тәртулус исимлиқ бир қанун натиғи билән Қәйсә­рийәгә келип, Павлус тоғрисидики шикайәтләрни һаким Феликскә сунди.
Acts UyCyr 24:2  Павлус чақиртилди. Тәртулус униң үстидин шикайәт қилип мундақ деди: — Һөрмәтлик Феликс җанаплири! Биз өзлириниң қоли астида узун­дин бу ян аман-есән яшап кәлмәктимиз, хәлқимизниң начар илләт­лири түгитилип, чоң өзгиришләр барлиққа кәлди.
Acts UyCyr 24:3  Буниңдин һәр вақит, һәр җайда чәксиз миннәтдармиз.
Acts UyCyr 24:4  Мәнки Тәртулус өзлирини артуқчә аварә қилишни халимаймән. Қисқиғина әризилиримизни сәвирчанлиқ билән аңлашлирини өтүнүп сораймән.
Acts UyCyr 24:5  Биз шуни тонуп йәттуқки, бу җедәлхор пүтүн дуниядики йәһудийлар арисида қалаймиқанчилиқ пәйда қилип, уларни Рим һакимийитигә қарши чиқишқа күшкүртүватқан бөлгүнчи вә шундақла «насирәликләр» дәп аталған бир груһниң башлиқлиридин биридур.
Acts UyCyr 24:6  У бизниң мәркизий ибадәтханимизниму булғимақчи болған еди, шуңа биз уни тутувалдуқ.
Acts UyCyr 24:7  У бизниң мәркизий ибадәтханимизниму булғимақчи болған еди, шуңа биз уни тутувалдуқ.
Acts UyCyr 24:8  Уни сорақ қилип көрсила, бизниң әризилиримизниң тоғрилиғини чүшинәләйдила!
Acts UyCyr 24:9  Жиғинға қатнашқан йәһудийларму бир еғиздин шикайәт қили­шип, униң ейтқанлирини тәстиқләшти.
Acts UyCyr 24:10  Павлус һаким Феликсниң рухситини алғандин кейин, сөз қилип мундақ деди: — Җанаплириниң узун жиллардин бери йәһудий хәлқини сорап кәлгән­лигидин хәвирим бар. Шуңа алдилирида өзәмни ақлашқа разимән.
Acts UyCyr 24:11  Асанла биләләйдилики, мән Йерусалимға ибадәт қилишқа барғинимдин һазирғичә пәқәт он икки күнла өтти.
Acts UyCyr 24:12  Мениң мәркизий ибадәтханида бирәр адәм билән талаш-тартиш қилғанлиғимни көргән киши йоқ вә мениң башқа ибадәтханиларда яки шәһәрниң башқа җайлирида аммини қутратқанлиғимниму көргән киши йоқ.
Acts UyCyr 24:13  Улар җанаплириға мениң үстүмдин қилған шикайәтлиригә испат көрситип берәлмәйду.
Acts UyCyr 24:14  Бирақ бирла ишни етирап қилимәнки: мән йәһудийлар хата еқим, дәп қариған һәзрити Әйсаниң йоли билән меңип, әҗдатлиримиз әзәлдин етиқат қилған Худаға ибадәт қилимән. Тәвратта вә башқа Пәйғәмбәрләрниң Язмилирида йезилғанларниңму һәммисигә ишинимән.
Acts UyCyr 24:15  Мошу йәһудийларға охшаш, мәнму пүтүн инсанларниң яхши-яман болушидин қәтъий нәзәр, һәммисиниң өлгәндин кейин сорақ қилиниши үчүн өлүмдин қайта тирилдүрүлидиғанлиғиға ишинимән.
Acts UyCyr 24:16  Шу сәвәптин өзәм һемишәм Худа алдидиму, инсанлар алдидиму пак вижданлиқ болушқа тиришимән.
Acts UyCyr 24:17  Мән Йерусалимдин кәткинимгә хелә жиллар болған болуп, бу қетим у йәргә йәһудий қериндашлиримға ярдәм пул йәткүзүп бәргили вә Худаға қурванлиқ қилғили барған едим.
Acts UyCyr 24:18  Үстүмдин шикайәт қилған йәһудийлар мени мәркизий ибадәтхана һойлисида учратқинида, мән тазилиниш диний қаидисидин өтүп, сәдиқәмни сунувататтим, әтрапимға адәм топлиғинимму йоқ, қалаймиқанчилиқ чиқарғинимму йоқ.
Acts UyCyr 24:19  Асия өлкилик әшу йәһудийларниң мениң үстүмдин шикайәтлири болса, әсли улар өзлири келип, җанаплириниң алдида дейиши керәк еди.
Acts UyCyr 24:20  Болмиса қени мошу жиғиндикиләр Йерусалимдики йәһудий алий кеңәшмисидә сорақ қилинған вақтимда, мениңдин қандақ җинайәт тепилғанлиғини ейтип бақсун.
Acts UyCyr 24:21  Пәқәт шуни етирап қилимәнки, йәһу­дий алий кеңәшмисидә сорақ қилинған вақтимда, «Бүгүн өлгән­ләрниң қайта тирилишигә ишәнгәнлигим үчүнла, силәрниң сориғиң­ларға тартиливатимән!» дәп вақириған едим. Буниңда немә гуна бар?!
Acts UyCyr 24:22  Рәббимизниң йолиға нисбәтән хелә билими болған Феликс сорақ­ни тохтитип, уларға: — Давариңлар тоғрисидики һөкүмни командан Лисияс кәлгәндә чиқиримән, — деди.
Acts UyCyr 24:23  У йүз бешиға Павлусни давамлиқ тутуп турушни, лекин униңға бир аз кәң муамилә қилип, дост-бурадәрлириниң униң турмуш еһтия­җини тәминләп турушиға йол қоюшни буйриди.
Acts UyCyr 24:24  Бир нәччә күндин кейин һаким Феликс йәһудий аяли Друсила билән биллә келип, Павлусни чақиртип, униңдин Қутқазғучи-Мәсиһ Әйсаға ишиниш йолини аңлиди.
Acts UyCyr 24:25  Павлус Худаниң алдида һәққаний яшаш, өзини тутувелиш, қиямәт күнидики соал-сорақ қилиниш қатар­лиқлар тоғрисида тохталғанда, вәһимигә чүшкән Феликс униңға: — Һазирчә қайтип турсиңизму болиду. Кейин вақтим чиққанда йәнә чақиртимән, — деди.
Acts UyCyr 24:26  У Павлусниң пара беришини күтәтти, шуниң үчүн уни пат-пат чақиртип, униң билән сөзлишәтти.
Acts UyCyr 24:27  Икки жилдин кейин һаким Феликсниң орниға Поркиюс Фестус һаким болди. Феликс йәһудий­ларға яхши көрүнүш үчүн Павлусни солақта қалдурди.
Chapter 25
Acts UyCyr 25:1  Фестус Феликсниң орниға һаким болуп, Йәһудийә өлкисидики Қәйсәрийәгә келип үч күндин кейин Йерусалимға барған еди.
Acts UyCyr 25:2  Алий роһанийлар билән йәһудийларниң ақсақаллири Фестусқа Павлусниң үстидин шикайәт қилип, униңдин Павлусни
Acts UyCyr 25:3  Йерусалимға әвәтип беришни өтүнүп сориди. Чүнки улар йол үстидә Павлусни өлтүрүшни қәстлигән еди.
Acts UyCyr 25:4  Лекин Фестус уларға: — Павлус һазир Қәйсәрийәдә солақта. Мән йеқинда у йәргә қайтип кетимән.
Acts UyCyr 25:5  Силәрниң ақсақаллириңлар мән билән биллә барсун. Әгәр униң бирәр қанунсиз қилмишлири болса, улар шу йәрдә шикайәт қилса болиду, — дәп җавап бәрди.
Acts UyCyr 25:6  Фестус уларниң арисида он күнчә туруп, Қәйсәрийәгә қайтип кәлди. Әтиси сот ечип, Павлусни сот мәйданиға елип келишни буйриди.
Acts UyCyr 25:7  Павлус кәлгәндин кейин, Йерусалимдин кәлгән йәһудийлар униң әтрапиға олишип, униңға нурғун еғир җинайәтләрни артип, униң үстидин шикайәт қилди. Бирақ һеч қайсисиға испат көрситип берәлмиди.
Acts UyCyr 25:8  Шуниң билән Павлус өзини ақлап: — Мән йәһудийларниң қануниға, мәркизий ибадәтханисиға яки Рим императориға қарши һеч қандақ җинайәт өткүзмидим, — деди.
Acts UyCyr 25:9  Лекин Фестус йәһудийларға яхши көрүнүш үчүн, Павлустин: — Сени Йерусалимға апирип, у йәрдә бу шикайәтләргә асасән сотли­сам қандақ? — дәп сориди.
Acts UyCyr 25:10  — Болмайду! — дәп җавап бәрди Павлус, — мән һазир Рим импера­то­риниң һоқуқи билән тайинланған сорақчи алдида туримән. Мени сорақ қилишқа тегишлик йәр мана мошу. Өзиңизгә мәлум, мән йәһудийларға қарши һеч қандақ җинайәт өткүзмидим.
Acts UyCyr 25:11  Әгәр җинайитим болса вә өлүмгә лайиқ бирәр иш қилған болсам, мени җазалимаң, дәп тәләп қилмиған болаттим. Уларниң мениң үстүмдин қилған шикайәтлири әмәлиятқа уйғун әмәс. Шуниң үчүн һеч кимниң мени уларға тапшуруп беришкә һәққи йоқ. Мән Рим императориға әризә қилимән! Өзи мени сорақ қилсун!
Acts UyCyr 25:12  Һаким Фестус мәслиһәтчилири билән мәслиһәтләшкәндин кейин, Павлусқа: — Сән Рим императориниң сорақ қилишини тәләп қилдиң, шуңа униң алдиға елип берилисән, — деди.
Acts UyCyr 25:13  Бир нәччә күндин кейин Агрипа хан билән сиңлиси Бәрники Фестусниң һакимлиқ мәнсивигә олтарғанлиғини тәбрикләш үчүн, Қәйсәрийәгә кәлди.
Acts UyCyr 25:14  У йәрдә бир нәччә күн турғандин кейин, Фестус Павлус тоғрисида Агрипаға мундақ деди: — Бу йәрдә Феликс қалдуруп кәткән бир мәһбус бар еди.
Acts UyCyr 25:15  Мән Йерусалимға барғинимда, йәһудий алий роһанийлири билән ақсақал­лири униң үстидин шикайәт қилип, мәндин уни җазалашни тәләп қилишти.
Acts UyCyr 25:16  Мән уларға римлиқларниң қануни бойичә сорақ қилин­ғучи әризә қилғучи билән йүзләштүрүлүштин вә униңға өзини ақлаш пурсити берилиштин илгири, униң үстидин һөкүм чиқиришқа бол­майди­ғанлиғини ейттим.
Acts UyCyr 25:17  Улар бу йәргә кәлгәндин кейин, мән вақитни кечиктүрмәй, әтисила сорақни башлап, у кишини сораққа әкелишни буйридим.
Acts UyCyr 25:18  Әризә қилғучилар орунлиридин туруп, униң үстидин шикайәт қилишти. Лекин уларниң шикайәтлири мениң ойлиғинимдәк җинайәт һәққидә әмәс еди.
Acts UyCyr 25:19  Әксичә уларниң бу киши билән талаш-тартиш қилишқини өз дини һәққидики мәсилиләр вә Әйса исимлиқ бир Киши һәққидә еди. У Киши өлгән болуп, Павлус болса, У тирилди, дәйдикән.
Acts UyCyr 25:20  Бу мәсилини мән зади қандақ ениқлаш­ни билмидим. Шуниң үчүн мән Павлустин Йерусалимға берип у йәрдә бу шикайәтләргә асасән сораққа тартилишқа рази болуш-болмас­ли­ғини сориған едим.
Acts UyCyr 25:21  Һалбуки, Павлус Римда Рим императориниң алдида сорақ қилинишни тәләп қилди. Шуңа мән уни императорниң алдиға әвәткәнгә қәдәр, солақта тутуп турушни буйридим.
Acts UyCyr 25:22  Агрипа Фестусқа: — Мәнму бу кишиниң сөзлирини аңлап бақай, — деди. — Әтә аңлайсиз, — деди Фестус.
Acts UyCyr 25:23  Әтиси Агрипа билән Бәрники һәйвәтлик тәнтәнә билән жиғин залиға кирип кәлди. Һәр қайси командан вә шәһәр башлиқлириму улар билән биллә келишти. Фестусниң әмир бериши билән Павлус елип кирилди.
Acts UyCyr 25:24  Һаким Фестус мундақ деди: — Агрипа хан алийлири вә жиғинға қатнашқан җанаплар! Бу кишини көрүп турупсиләр. Пүтүн йәһудийлар бу йәрдә вә Йеруса­лимда өлүм җазасини беришни қаттиқ тәләп қилған киши мана шу.
Acts UyCyr 25:25  Лекин мән униңдин өлүм җазасини беришкә тегишлик бирәр җинайәт тапалмидим. Һазир у «Мени Рим императори сорақ қилсун», дәп илтимас қилди, шуниң билән уни Римға әвәтишни қарар қилдим.
Acts UyCyr 25:26  Бирақ бу киши һәққидә мәндә падишаға мәлум қилғидәк очуқ мәлумат йоқ. Шуңа әһвални тәкшүрүш арқилиқ бирәр мәлуматқа егә болуш мәхситидә уни һәр бириңларниң алдиға, болупму Агрипа хан алийлириниң алдиға елип кәлдим.
Acts UyCyr 25:27  Чүнки мениңчә мәһбусни Римға әвәтип, униң үстидин қилинған шикайәттин тәпсилий мәлумат бәрмәслик тоғра әмәс.
Chapter 26
Acts UyCyr 26:1  Шуниң билән Агрипа хан Павлусқа: — Өзәңни ақлишиңға рухсәт, — деди. Павлус қолини көтирип өзини ақлашқа башлиди:
Acts UyCyr 26:2  — Әй Агрипа хан, бүгүн алдилирида йәһудийлар мениң үстүмдин шикайәт қилған пүтүн ишлардин өзәмни ақлаш пурситигә егә болғанлиғим үчүн, өзәмни бәхитлик һис қилимән!
Acts UyCyr 26:3  Болупму хошал­линарлиқ йери шуки, өзлири йәһудийларниң әнъәнилири вә талаш-тартиш қилидиған мәсилилирини яхши билисиз. Шуниң үчүн әризә-һалимни сәвирчанлиқ билән аңлап беқишлирини өтүнимән.
Acts UyCyr 26:4  Мениң дәсләптә өз жутумда һәм кейин Йерусалимда қандақ яшап кәлгәнлигим һәммә йәһудийларға аян.
Acts UyCyr 26:5  Улар мениң узундин бери йәһудий дининиң пәрисий намлиқ әң күчлүк еқимиға мәнсүп екәнлигимни яхши билиду. Әгәр халиса, гувалиқ берәләйду.
Acts UyCyr 26:6  Худа әҗдатлиримизға вәдә қилғинини үмүт қилғиним үчүн, әнди бүгүн өзлириниң алдида сотлиниватимән.
Acts UyCyr 26:7  Бизниң хәлқимизниң он икки қәбилисидики пүтүн қериндашларму кечә-күндүз Худаға ибадәт қилип, Униң уларға қилған дәл мошу вәдисини әмәлгә ашурушини интизарлиқ билән күтүп кәлди. Әй хан, йәһудийларниң мениң үстүмдин шикайәт қилиши, дәл мана шу үмүт билән мунасивәтлик.
Acts UyCyr 26:8  Силәр немишкә Худаниң өлгәнләрни тирилдүрәләйдиғанлиғиға ишәнмәйдиғансиләр?
Acts UyCyr 26:9  Бурун мәнму насирәлик Әйсаниң намиға пүтүн күчүм билән қарши турушум керәк, дәп қараттим
Acts UyCyr 26:10  вә Йерусалимда мана шун­дақ қилған едим. Алий роһанийлардин алған һоқуқум билән нурғун мәсиһийләрни зинданға тутуп бәргән, улар өлүмгә һөкүм қилинғандиму, һөкүмгә қошулған едим.
Acts UyCyr 26:11  Мән һәр қайси ибадәтха­ниларда уларни издәп, көп қетим уларни җазалитип, уларни ишәнчи­дин ваз кечишкә мәҗбурлашқа тиришқан едим. Мән уларға шу қәдәр өч едимки, һәтта башқа дөләтләрдики шәһәрләргә берип, уларға зиян­кәшлик қилған.
Acts UyCyr 26:12  Әй хан, бир күни алий роһанийлар бәргән һоқуқ билән һәзрити Әйсаға әгәшкәнләрни зиянкәшлик қилғили Дәмәшқ шәһиригә қарап йолға чиқтим.
Acts UyCyr 26:13  Чүш вақтида йолда кетиветип, асмандин чүшкән қуяш нуридинму күчлүк бир нурниң әтрапимни вә биллә кетиват­қанларни йорутувәткәнлигини көрдүм.
Acts UyCyr 26:14  Һәммимиз йәргә жиқилдуқ. Мән арамий тилида ейтилған: «Саул, Саул! Маңа немишкә зиянкәш­лик қилисән? Сән худди ғоҗайини урсиму маңмиған җаһил ешәккә охшаш, өзәң зиян тартисән!» дегән бир авазни аңлидим.
Acts UyCyr 26:15  «Әй Рәббим, Сән Кимсән?» дәп соридим мән. Рәббим Әйса җававән: «Мән сән зиянкәшлик қиливатқан Әйса!
Acts UyCyr 26:16  Орнуңдин тур! Сени Өзәмгә хизмәт қилишқа һәм гувалиқ беришкә таллиғанлиғим үчүн, саңа көрүндүм. Сән бүгүн Мениңдин көргән ишларни һәм кәлгүсидә саңа көрситидиған ишлиримни башқиларға йәткүзисән.
Acts UyCyr 26:17  Мән сени йәһудийларниңму вә йәһудий әмәсләрниңму қолидин қутқузимән. Мән сени йәһудий әмәсләрниң йениға әвәтмәкчимән.
Acts UyCyr 26:18  Сән қараңғу­луқ­та яшаватқанларниң көзлирини ечип, уларни зулмәттин йоруқлуқ­қа, шәйтанниң илкидин Худаниң Падишалиғиға башлайсән. Буниң билән уларниң гуналири кәчүрүм қилиниду. Шундақла улар Маңа ишиниш арқилиқ пак қилинғанларниң арисидин орун алиду!» деди.
Acts UyCyr 26:19  Әй Агрипа хан, шуниң үчүн мән Худадин кәлгән ғайибанә аламәттә көрүнгән һәзрити Әйсаға чин бойсундум.
Acts UyCyr 26:20  Алди билән Дәмәшқ хәлқигә, Йерусалим шәһиридики йәһудийларға, пүтүн Йәһудийә өлкисидики кишиләргә, андин йәһудий әмәсләргиму Хуш Хәвәрни йәткүздүм. Уларға «Яман йоллириңлардин йенип, Худа йолиға қайтиңлар! «Товва қилдуқ» десәңлар, уни сөз билән әмәс, яхши әмәлиятиңлар билән испатлаңлар», дәп уларниму товва қилишқа дәвәт қилдим.
Acts UyCyr 26:21  Шу сәвәптин йәһудийлар мени мәркизий ибадәтхана һойлисида тутуп, өлтүрүвәтмәкчи болушти.
Acts UyCyr 26:22  Бирақ Худа бүгүнгичә маңа ярдәм қилип, мени қоғдиди. Шуниң үчүн бүгүн бу йәрдики чоң-кичик һәммисиниң алдидиму һәзрити Әйсаға гувалиқ беримән. Мениң ейтқанлирим Муса вә башқа пәйғәмбәрләрниң келидиған Қутқазғучи-Мәсиһ һәққидә алдин-ала ейтқанлиридин башқа нәрсә әмәс.
Acts UyCyr 26:23  Улар Қутқазғучи-Мәсиһниң җәзмән өлтүрүлүп, һәммидин бурун өлүмдин мәңгүгә тирилдүрүлүп, Өз хәлқи һәм пүткүл дуния хәлқигә ниҗатлиқ нурини елип кәлгәнлигини алдин-ала ейтқан еди.
Acts UyCyr 26:24  Павлус өзини мана шундақ ақлиғанда, һаким Фестус жуқури аваз билән униңға: — Павлус, сараң болупсән! Жуқури билимиң әқлиңни аздурупту! — деди.
Acts UyCyr 26:25  — Һөрмәтлик һаким Фестус! — деди Павлус, — мән сараң болғиним йоқ, мениң ейтқанлирим раст вә әқилгә мувапиқ.
Acts UyCyr 26:26  Бу ишлардин Агрипа ханниңму хәвири бар, шуңа мән ханға очуқ ейталаймән. Бу ишларниң һәммисигә ханниң диққәт қилидиғанлиғиға ишинимән. Чүнки һәзрити Әйсаниң бешидин өткән ишлар адәм көрмәйдиған булуң-пушқақларда болған ишлар әмәстә!
Acts UyCyr 26:27  Андин Павлус Агрипа ханға қарап, мундақ деди: — Әй хан, өзлири пәйғәмбәрләрниң Қутқазғучи һәққидә ейтқан­ли­риға ишинәмдила? Ишинидиғанлиқлирини билимән.
Acts UyCyr 26:28  Агрипа хан Павлусқа: — Сән мени мошунчилик қисқиғина вақитта Әйсаға ишинишкә қайил қилалаймән, дәп ойлаватамсән? — деди.
Acts UyCyr 26:29  Павлус: — Мәйли балдур яки кейин болсун, өзлириниң вә бүгүн мениң сөзүмни аңлиғучиларниң һәммисиниң маңа охшаш һәзрити Әйсаға ишиниши үчүн дуа қилимән. Пәқәтла маңа охшаш зәнҗирдә болу­шуң­ларни халимаймән, — деди.
Acts UyCyr 26:30  Шуниң билән Агрипа хан, һаким Фестус, Агрипаниң сиңлиси Бәрники вә башқилар орунлиридин туруп,
Acts UyCyr 26:31  у йәрдин чиқип кәткән­дин кейин, бир-биригә: — Бу кишиниң өлүмгә яки түрмигә солашқа тегишлик бирәр җинайи­ти йоқ екән, — дейишти.
Acts UyCyr 26:32  Агрипа хан Фестусқа: — Бу адәм «Мени Рим императори өзи сорақ қилсун», демигән болса, қоюп берилсә болаттикән! — деди.
Chapter 27
Acts UyCyr 27:1  Бизниң су йоли билән Италияниң Рим шәһиригә беришимиз қарар қилинғандин кейин, римлиқ әмәлдарлар Павлус билән башқа мәһбусларни падиша һәрбий қошундики Юлиюс исимлиқ бир йүз бешиға тапшуруп бәрди.
Acts UyCyr 27:2  Биз Әдрәмит шәһиридин Асия өлкиси­ниң деңиз бойлиридики шәһәрләргә баридиған кемигә олтирип, сәпәргә атландуқ. Македонийә өлкисиниң Салоника шәһиридин болған Аристархус исимлиқ бир киши биз билән һәмсәпәр болди.
Acts UyCyr 27:3  Әтиси Сидон шәһиригә йетип кәлдуқ. Юлиюс Павлусқа кәңчилик қилип, еһтияҗлирини һәл қилиши үчүн, униң шу йәрдики дост-бурадәрлириниң йениға беришиға рухсәт қилди.
Acts UyCyr 27:4  Биз у йәрдин йәнә йолға чиқтуқ. Қарши тәрипимиздин шамал чиққанлиғи үчүн, Сипрус арилиниң шамалға далда тәрипи билән маңдуқ.
Acts UyCyr 27:5  Киликийә вә Памфи­лийә өлкилириниң деңиз тәвәлигидин өтүп, Ликия өлкисидики Мира шәһиригә кәлдуқ.
Acts UyCyr 27:6  Биз у йәрдә кемидин чүштуқ. Юлиюс Искәндәрийә шәһиридин Италиягә баридиған кемини тепип, бизни елип униңға чүшти.
Acts UyCyr 27:7  Деңиздики сәпиримиз наһайити аста болди. Бир нәччә күндин кейин наһайити тәсликтә Кинидос шәһириниң бойиға кәлдуқ. Шамалға қарши маңғанлиғимиз үчүн, бурунқи йөнилишимиз бойичә илгириләлмидуқ. Шуңа Крит арилиниң шамалға далда тәрипи билән меңип Салмоний йерим арилидин өтүп,
Acts UyCyr 27:8  деңиз қирғиғини бойлап, наһайити тәсликтә илгирилидуқ, Ласея шәһиригә йеқин болған «Арамгаһ» дәп атилидиған бир йәргә кәлдуқ.
Acts UyCyr 27:9  Сәпиримиз хелә вақит кәйнигә созулуп, күз пәсли болуп қалған еди. Онинчи айдин кейин боран көп болғанлиқтин, деңизда сәпәр қилиш хәтәрлик еди. Шуңа Павлус көпчиликкә:
Acts UyCyr 27:10  — Қериндашлар, мениңчә бу йәрдин сәпәрни давамлаштуруш наһайити хәтәрлик. Мал вә кемә зиянға учрапла қалмай, һаятимизни сақлап қелишму тәс! — дәп агаһландурди.
Acts UyCyr 27:11  Бирақ йүз беши Юлиюс болса кемә ғоҗайини билән кемә башли­ғиниң сөзигә ишинип, Павлусниң сөзигә ишәнмиди.
Acts UyCyr 27:12  Униң үстигә бу йәрму қишлап қелишқа мувапиқ җай әмәс еди. Шуңа көпчилик сәпәрни давамлаштуруп, мүмкин қәдәр Феникс шәһиригә йетивелип шу йәрдә қишлашни қувәтлиди. Чүнки Крит арилидики бу яхши порт шәһиригә пәқәт шәрқий-җәнуп вә шәрқий-шимал шамили тегидиған болуп, у шәһәр қишлашқа наһайити мувапиқ җай еди.
Acts UyCyr 27:13  Җәнуптин йеник шамал чиқип туратти, көпчилик әсли план бойи­чә маңсақ болиду, дәп деңиздин ләңгәрни чиқирип, кемини һайдап йолға чиқти вә Крит арилини бойлап маңди.
Acts UyCyr 27:14  Узун өтмәй аралдин қаттиқ шәрқий шимал борини чиқип кәлди.
Acts UyCyr 27:15  Кемә боранниң һуҗумиға учриғанлиқтин, алға илгириләшкә амалсиз қалдуқ. Шуниң билән кемини боранниң һайдап меңишиға қоюп бәрдуқ.
Acts UyCyr 27:16  Кавда дегән бир кичик аралниң шамалға далда тәрипигә өтүвелип, қолвақни кемигә чиқиривелиш арқилиқ, уни наһайити тәстә сақлап қалалидуқ.
Acts UyCyr 27:17  Кемичиләр кемә парчилинип кәтмисун дәп, кемини ағамча билән сиртидин орап бағлавалди. Кеминиң Ливийә дөлитигә йеқин йәрдә деңиз астидики қум догисиға петип қелишидин әнсирәп, йәлкәнләрни чүширип, кемини меңишиға қоюп бәрди.
Acts UyCyr 27:18  Шиддәтлик боран тохти­миған еди. Әтиси улар кемини йениклитиш үчүн мални деңизға ташлашқа башлиди.
Acts UyCyr 27:19  Униң әтиси кемидики қурал-сайманларниму деңизға ташлавәтти.
Acts UyCyr 27:20  Биз бир қанчә күнләргичә күн вә юлтузларниму көрәлмидуқ. Боран-чапқун йәнила шиддәтлик давамлишивәрди. Ахир қутулуп қелиш үмүтүмиздинму ваз кәчтуқ.
Acts UyCyr 27:21  Кемидикиләр бир нәрсә йемигинигә хелә күнләр болған еди. Павлус уларниң алдида туруп: — Қериндашлар, силәр балдурла мениң «Криттин йолға чиқмайли», дегән сөзүмни аңлиған болсаңлар, бу зиян-зәхмәтләргә учримиған болаттуқ.
Acts UyCyr 27:22  Лекин әнди силәрниң ғәйрәтлик болушуңларни өтүнимән. Кемә ғәриқ болған тәғдирдиму, һеч қайсиңларниң һаяти зиянға учримайду.
Acts UyCyr 27:23  Чүнки мениң Егәм болған вә мән хизмәт қилип кәлгән Худа түнүгүн кечә бир периштәсини йенимға әвәтти,
Acts UyCyr 27:24  периштә маңа: «Павлус, қорқма! Сән Худаға гувалиқ беришиң үчүн, Рим императориниң алдиға беришиң керәк. Меһриван Худа дуайиңни қобул қилип, сән билән биллә сәпәр қилғанларниң һәммисини қутқузиду!» деди.
Acts UyCyr 27:25  Шуниң үчүн һәммиңлар ғәйрәтлик болуңлар, ишинимәнки, Худа маңа қилған сөзлирини җәзмән әмәлгә ашуриду.
Acts UyCyr 27:26  Бирақ биз қирғаққа урулуп кетиштин сақлиналмаймиз.
Acts UyCyr 27:27  Сәпиримизниң он төртинчи күни кечиси кемимиз техичә Адриа­тик деңизида ләйләп жүрәтти. Йерим кечидә кемичиләр қуруқлуққа йеқинлап қалдуқ дәп қарап,
Acts UyCyr 27:28  деңизға ағамча ташлап, суниң чоңқур­луғини өлчәп көргән еди, қириқ метр чиқти. Сәл алдиға меңип йәнә өлчиведи, оттуз метр чиқти.
Acts UyCyr 27:29  Улар кеминиң хада ташларға урулуп кетишидин қорқуп, кемини тохтитиш үчүн кеминиң кәйнидин төрт ләңгәр ташлап, таң етишини интизарлиқ билән күтүп турди.
Acts UyCyr 27:30  Кемидин қачмақчи болған кемичиләр кеминиң бешидинму ләңгәр ташлаймиз, дәп банә тепип, қолвақни деңизға чүшәрди.
Acts UyCyr 27:31  Лекин Павлус йүз беши Юлиюс вә ләшкәрләргә: — Бу кемичиләр кемидә қалмиса, силәр қутулалмайсиләр! — деди.
Acts UyCyr 27:32  Шуниң билән ләшкәрләр кемидики қолвақниң ағамчисини кесип, уни деңизға ташлавәтти.
Acts UyCyr 27:33  Таң етишқа аз қалғанда, Павлус көпчи­ликни бир аз ғизалинивелишқа чақирди. У: — Силәрниң ғәм-қайғу ичидә ач жүргиниңларға он төрт күн болди.
Acts UyCyr 27:34  Әнди бир аз ғизалинишиңларни өтүнимән. Һаят қелишиңлар үчүн мошундақ қилиш керәк. Һеч қайсиңларниң бир тал чечиму зиянға учримайду! — деди.
Acts UyCyr 27:35  Павлус бу сөзни қилип болуп, қолиға бир парчә нанни елип, көпчи­ликниң алдида Худаға шүкүр ейтип, нанни уштуп йеди.
Acts UyCyr 27:36  Буни көргән һәммиси ғәйрәтлинип, ғизалинишқа башлиди.
Acts UyCyr 27:37  Кемидә биз җәми икки йүз йәтмиш алтә киши едуқ.
Acts UyCyr 27:38  Һәммиси қосақ­ли­рини тойдурғандин кейин, кемичиләр кемини йениклитиш үчүн, кемидики буғдайларниму деңизға ташлавәтти.
Acts UyCyr 27:39  Таң атқанда кемичиләр қуруқлуқни көрди. Улар у йәрниң нәлигини ениқ биләлмигән болсиму, бирақ униңдики бир қумлуқ қолтуқни байқап, кемини бир амал қилип шу йәрдә қуруқлуққа чиқар­мақчи болди.
Acts UyCyr 27:40  Улар алди билән ләңгәрләрниң ағамчисини кесип, ләңгәрләрни деңизға ташлавәтти. Шуниң билән бир вақитта кемини йәнә һайдаш үчүн, кеминиң йөнилишини башқуридиған икки тахтай­ниң ағамчисини бошитип, тахтайларни деңизға чүширивәтти. Андин кеминиң бешидики йәлкәнни чиқирип, шамалниң ярдими билән кемини қирғаққа йеқинлатти.
Acts UyCyr 27:41  Лекин кемә қирғаққа йәткичә, деңиз астидики қум догисиға урулуп петип қалди. Кеминиң беши қумға петип, қозғилалмай қалди, кеминиң арқа тәрипи долқунларниң зәр­биси билән чугулуп кетишкә башлиди.
Acts UyCyr 27:42  Ләшкәрләр мәһбусларниң суға сәкрәп қечип кетишидин сақли­ниш үчүн һәммисини өлтүрүвәтмәкчи болди.
Acts UyCyr 27:43  Лекин Павлусни қутқу­зушни халиған йүз беши ләшкәрләрниң бундақ қилишиға йол қоймиди. У алди билән суда үзүшни билидиғанларниң суға сәкрәп қирғақ­қа чиқишини,
Acts UyCyr 27:44  андин қалғанларниң кеминиң чугулуп кәткән тахтай­лириға вә бәзилириниң яғачларға есиливелип, қирғаққа чиқи­шини буйриди. Шундақ қилип, һәммиси қуруқлуққа сақ-саламәт чиқивалди.
Chapter 28
Acts UyCyr 28:1  Биз қутулуп қирғаққа чиққандин кейин, бу аралниң Малта екән­­­лигини билдуқ.
Acts UyCyr 28:2  Арал хәлқи бизгә интайин яхши муа­милә қилди. У чағда ямғур йеғип, һава соғ болғачқа, улар гүлхан йеқип бизни күтүвалди.
Acts UyCyr 28:3  Павлус бир бағлам отун терип келип отқа ташла­веди, иссиқтин қачқан бир зәһәрлик илан униң қолиға йепишивалди.
Acts UyCyr 28:4  Йәрликләр Павлусниң қолиға йепишип турған иланни көрүп, бир-биригә: — Бу адәм җәзмән бир қатил! Деңиздин қутулуп чиққан болсиму, «тәғдир» униң яшишиға йол қоймиди, — дейишти.
Acts UyCyr 28:5  Лекин Павлус қолини силкип, иланни отниң ичигә атти, өзи болса һеч қандақ зәхим йемиди.
Acts UyCyr 28:6  Хәлиқ Павлусниң бәдининиң ишшип кети­шини яки униң туюқсиз жиқилип өлүшини күтәтти. Лекин бир дәм күтүп, униң һеч немә болмиғанлиғини көрүп, хиялини өзгәртип: — Бу бир худа болса керәк! — дейишти.
Acts UyCyr 28:7  У йәрдин анчә жирақ болмиған җайда арал башлиғи Публиюсниң бир парчә йери бар еди. У бизни өйигә башлап, чин көңли билән үч күн күтти.
Acts UyCyr 28:8  У чағда Публиюсниң атиси толғақ кесилигә гириптар болуп, қизитмиси өрләп, орун тутуп йетип қалған екән. Павлус униң һоҗри­сиға кирип, дуа қилип учисиға қолини тәккүзүп, сақайтип қойди.
Acts UyCyr 28:9  Буниң билән аралдики кесәлләрниң һәммиси Павлусниң алдиға келишип сақийип қайтишти.
Acts UyCyr 28:10  Улар бизни һөрмәтләп, нурғун соғи­ларни әкелишти. Үч айдин кейин, бу йәрдин кетидиған вақтимизда, бизни йолда лазим болидиған керәк нәрсиләр билән тәминлиди.
Acts UyCyr 28:11  Малта арилида Искәндәрийәдин кәлгән, бешиға римлиқларниң қош гезәк худалири Кастор вә Поллуксниң нәқишлири оюлған бир кемә қишлиған еди. Қиш пәслидин кейин биз бу кемә билән йолға чиқтуқ вә
Acts UyCyr 28:12  Сиракоза шәһиригә келип, у йәрдә үч күн турдуқ.
Acts UyCyr 28:13  Андин сәпиримизни йәнә давамлаштуруп, Италиядики Региюм шәһиригә кәлдуқ. Әтиси җәнуптин чиққан шамалниң ярдими билән икки күндә Путейоли шәһиригә йетип кәлдуқ.
Acts UyCyr 28:14  У йәрдә учратқан мәсиһийләрниң тәкливи билән бир һәптә турдуқ. Андин Рим шәһиригә қарап йолға чиқтуқ.
Acts UyCyr 28:15  Римға келиватқанлиғимиздин хәвәр тапқан Римдики мәсиһийләр бизни қарши елиш үчүн Римдин чиқип, әллик нәччә чақирим йол бесип, бәзилири «Үч Сарай» дегән йәргичә вә бәзилири техиму жирақ йол меңип, Апиюс базириғичә кәлгән еди. Уларни көргән Павлус Худаға рәхмәт ейтип, техиму ғәйрәтләнди.
Acts UyCyr 28:16  Рим шәһиригә киргинимиздә, Павлусниң бирла күзәткүчи ләшкәр билән бир өйдә турушиға рухсәт қилинди.
Acts UyCyr 28:17  Үч күндин кейин, Павлус у йәрдики йәһудийларниң башлиқлирини өзи билән көрүшүшкә тәклип қилди. Улар кәлгәндә, Павлус мундақ деди: — Қериндашлар! Мән хәлқимизгә яки әҗдатлиримиздин қалған әнъәниләргә қарши һеч қандақ иш қилмиған болсамму, Йерусалимда йәһудийлар тәрипидин солаққа тутулуп, римлиқларниң қолиға тапшурулдум.
Acts UyCyr 28:18  Римлиқлар мени сораққа тартқандин кейин, қоювәт­мәкчи болди, чүнки мәндә өлүм җазасини беришкә тегишлик бирәр җинайәт йоқ еди.
Acts UyCyr 28:19  Лекин йәһудийлар буниңға қаршилиқ билдүр­гәчкә, гәрчә өз хәлқим үстидин бирәр шикайитим болмисиму, Рим императориға әризә қилишқа мәҗбур болдум.
Acts UyCyr 28:20  Шу сәвәптин мән һәр бириңлар билән йүз көрүшүш вә бу һәқтә сөзлишиш үчүн силәрни бу йәргә тәклип қилдим. Шуни билишиңлар керәкки, хәлқимиз күтүп кәлгән Қутқазғучиға ишәнгәнлигим үчүнла, бу зәнҗир билән бағлинип, тутқун болуп қалдим.
Acts UyCyr 28:21  Улар Павлусқа: — Йәһудийәдин сән тоғрилиқ хәт алмидуқ. У йәрдин кәлгән қериндашларниң һеч қайсисиму сән тоғрилиқ бирәр яман хәвәр әкәлмиди яки яман гепиңни қилмиди.
Acts UyCyr 28:22  Лекин сениң пикирлириңни аңлап бақмақчимиз, чүнки сән тәәллуқ болған бу еқимниң һәммә йәрдә қаршилиққа учраватқанлиғидин хәвиримиз бар, — дейишти.
Acts UyCyr 28:23  Шуниң билән улар Павлус билән көрүшүшкә бир күнни бәлгү­лиди. У күни Павлусниң турған йеригә техиму көп киши кәлгән еди. Павлус әтигәндин кәчкичә уларға Худаниң Падишалиғи һәққидә чүшәндүрүш берип, Тәврат һәм Пәйғәмбәрләрниң Язмилиридин нәқил кәлтүрүп, уларни һәзрити Әйсаниң йәһудийлар күтүп кәлгән Қутқазғучи екәнлигигә қайил қилишқа тиришти.
Acts UyCyr 28:24  Униң сөзлиригә бәзиләр ишәнди, бәзиләр ишәнмиди.
Acts UyCyr 28:25  Улар өз ара келишәлмәй, қайт­мақ­чи болғанда, Павлус уларға мундақ деди: — Муқәддәс Роһниң әҗдатлириңларға ейтқан сөзлири силәргиму тоғра келиду! Муқәддәс Роһ Йәшая пәйғәмбәргә мундақ дегән еди:
Acts UyCyr 28:26  «Берип бу хәлиққә Мениң сөзлиримни ейтқин: ‹ Сөзлиримни аңлайсиләр, аңлайсиләр, чүшәнмәйсиләр. Қилғанлиримға қарайсиләр, қарайсиләр, мәнасини уқмайсиләр.
Acts UyCyr 28:27  Чүнки бу хәлиқниң зеһни қашаңлашқан. Улар қулақлирини етивалған, көзлириниму жумувалған. Ундақ болмисиди, көзлири көрәтти, қулақлириму аңлатти, Зеһни ойғинип, Маңа қайтатти, Мәнму уларни сақайтаттим › ».
Acts UyCyr 28:28  Андин Павлус: — Шуңа билишиңлар керәкки, Худаниң қутқузуши йәһудий әмәс­ләр­гиму берилмәктә. Улар уни қобул қилмай қалмайду! — деди.
Acts UyCyr 28:29  Андин Павлус: — Шуңа билишиңлар керәкки, Худаниң қутқузуши йәһудий әмәс­ләр­гиму берилмәктә. Улар уни қобул қилмай қалмайду! — деди.
Acts UyCyr 28:30  Павлус өзи иҗаригә алған өйдә икки жил турди вә бу йәрдә униң билән көрүшүшкә кәлгән һәммә кишиләрни қобул қилип,
Acts UyCyr 28:31  Худаниң Падишалиғи тоғрисидики Хуш Хәвәрни жүрәклик тарқитип, Рәбби­миз Әйса Мәсиһкә даир һәқиқәтләрниму йәткүзди, униңға һеч ким тосқунлуқ қилмиди.