Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
I CHRONICLES
Up
Toggle notes
Chapter 1
I Ch UyCyr 1:1  Адәм атидин Сет төрәлди, Сетниң әвлатлири: Әнош,
I Ch UyCyr 1:3  Ханок, Митушәлах, Ләмәк вә Нуһ.
I Ch UyCyr 1:4  Нуһниң Сам, Һам вә Йәфәт исимлиқ үч оғли бар еди.
I Ch UyCyr 1:5  Йәфәтниң оғуллири: Гомәр, Мәҗүҗ, Мадай, Яван, Тубал, Мәшәк вә Тирас.
I Ch UyCyr 1:6  Гомәрниң әвлатлири: Ашкиназ, Рифат вә Тогарма.
I Ch UyCyr 1:7  Яванниң әвлатлири: Әлиша, Таршиш, Киттим вә Роданим.
I Ch UyCyr 1:8  Һамниң әвлатлири: Куш, Мисир, Пут вә Қанан.
I Ch UyCyr 1:9  Кушниң әвлатлири: Сиба, Хавила, Сабта, Рамаһ вә Сабтика. Рамаһниң әвлатлири: Шиба вә Дидан.
I Ch UyCyr 1:10  Кушниң Нимрод исимлиқ бир оғли болуп, у йәр йүзидики биринчи батур һесаплинатти.
I Ch UyCyr 1:11  Мисирниң әвлатлири: лудлар, анамлар, лиһаблар, нафтухлар,
I Ch UyCyr 1:12  патруслар, каслухлар вә кафторлар. Филистийәликләр болса каслухларниң кейинки әвлатлири еди.
I Ch UyCyr 1:13  Қананниң тунҗа оғли Сидон болуп, у сидонларниң әҗдадидур. Қанан йәнә хитларниң әҗдадидур.
I Ch UyCyr 1:14  Қанандин йәнә Йибус, Амор, Гиргаш,
I Ch UyCyr 1:16  Арвад, Зимар вә Хаматларму келип чиқти.
I Ch UyCyr 1:17  Самниң әвлатлири: Елам, Ассур, Арпакшад, Луд вә Аррам. Аррамниң әвлатлири: Уз, Хул, Гәтәр вә Мәшәк.
I Ch UyCyr 1:18  Арпакшад Шәлахниң атиси болуп, Шәлах болса Ебәрниң атиси еди.
I Ch UyCyr 1:19  Ебәрдин икки оғул төрәлди. Бириниң исми Пәләг еди. У яшиған дәвирдә инсанлар бөлүнүшкә башлиғанлиғи үчүн униңға Пәләг дегән бу исим қоюлған еди. Униң инисиниң исми Йоқтан еди.
I Ch UyCyr 1:20  Йоқтанниң әвлатлири: Алмодад, Шәләф, Хазармавәт, Йәраһ,
I Ch UyCyr 1:23  Офир, Хавила вә Йобаб. Мана буларниң һәммиси Йоқтанниң әвлатлири еди.
I Ch UyCyr 1:24  Самдин Ибрамғичә болған әвлатлар төвәндикичә: Сам, Арпакшад, Шәлах,
I Ch UyCyr 1:28  Ибраһимниң оғуллири Исһақ вә Исмаилдур.
I Ch UyCyr 1:29  Уларниң әвлатлири төвәндикичә: Исмаилниң тунҗа оғли Нибайот, кейинки оғуллири: Қедар, Адбиел, Мибсам,
I Ch UyCyr 1:30  Мишма, Думаһ, Маса, Хадад, Тәма,
I Ch UyCyr 1:31  Йитур, Нафиш вә Қедимаһ. Мана булар Исмаилниң оғуллиридур.
I Ch UyCyr 1:32  Ибраһимниң тоқили Қитура униңға Зимран, Йоқшан, Мидан, Мидян, Йишбақ вә Шувах қатарлиқ оғулларни туғуп бәргән болуп, Йоқшанниң Шиба вә Дидан исимлиқ оғуллири бар еди.
I Ch UyCyr 1:33  Мидянниң Ефаһ, Ефәр, Ханок, Абида вә Әлдаа қатарлиқ оғуллири бар еди. Мана буларниң һәммиси Қитураниң әвлатлиридур.
I Ch UyCyr 1:34  Ибраһим Исһақниң атисидур, Исһақниң Әсав вә Исраил исимлиқ оғуллири бар еди.
I Ch UyCyr 1:35  Әсавниң оғуллири: Әлифаз, Риуел, Йиуш, Ялам вә Кораһ.
I Ch UyCyr 1:36  Әлифазниң оғуллири: Теман, Омар, Зифо, Гатам, Қеназ вә униң Тимна исимлиқ аялидин болған оғли Амаләк.
I Ch UyCyr 1:37  Риуелниң оғуллири: Нахат, Зәрах, Шаммаһ вә Миззаһ.
I Ch UyCyr 1:38  Сәирниң әвлатлири: Лотан, Шобал, Зибъон, Анаһ, Дишон, Езер вә Дишан.
I Ch UyCyr 1:39  Лотанниң әвлатлири: Хори вә Һомам. Йәнә Лотанниң сиңлиси Тимнаму бар.
I Ch UyCyr 1:40  Шобалниң әвлатлири: Алян, Манахат, Ебал, Шифо вә Онам. Зибионниң әвлатлири: Айяһ вә Анаһ.
I Ch UyCyr 1:41  Анаһниң оғли: Дишон. Дишонниң әвлатлири: Хамран, Әшбан, Йитран вә Киран.
I Ch UyCyr 1:42  Езерниң әвлатлири: Билһан, Зааван вә Яақан. Дишанниң әвлатлири: Уз вә Аран.
I Ch UyCyr 1:43  Исраилларниң техи өз падишаси болмиған чағда, идомлуқларниң падишаси бар болған болуп, Биорниң оғли Бәла уларға падиша еди, у Динһаба дегән шәһәрдә туратти.
I Ch UyCyr 1:44  Бәла аләмдин өткәндин кейин, орниға Зәрахниң оғли бозралиқ Йобаб чиқти.
I Ch UyCyr 1:45  Йобаб аләмдин өткәндин кейин, орниға Теман районидин кәлгән Хушам чиқти.
I Ch UyCyr 1:46  Хушам аләмдин өткәндин кейин, орниға Бидадниң оғли Һадад чиқти. У мидянларни Моаб зиминида тармар қилған еди. У турған шәһәрниң исми Авит еди.
I Ch UyCyr 1:47  Һадад аләмдин өткәндин кейин, орниға масреқалиқ Самлаһ чиқти.
I Ch UyCyr 1:48  Самлаһ аләмдин өткәндин кейин, орниға Фират дәрияси бойиға җайлашқан Риһобот шәһиридин кәлгән Шаул чиқти.
I Ch UyCyr 1:49  Шаул аләмдин өткәндин кейин, орниға Акборниң оғли Баал-Ханан чиқти.
I Ch UyCyr 1:50  Баал-Ханан аләмдин өткәндин кейин, орниға Һадад чиқти. У турған шәһәрниң исми Пау еди. Униң аяли Миһетабиел Матредниң қизи болуп, бовисиниң исми Мизаһаб еди.
I Ch UyCyr 1:51  Ахирида Һададму аләмдин өтти. Идомлуқларниң йолбашчилири төвәндикичә: Тимна, Алваһ, Йитет,
I Ch UyCyr 1:54  Магдиел вә Ирам. Мана булар идомлуқларниң йолбашчилиридур.
Chapter 2
I Ch UyCyr 2:1  Исраилниң оғуллири төвәндикичә: Рубен, Шимон, Лавий, Йәһуда Иссакар, Зәбулун,
I Ch UyCyr 2:2  Дан, Йүсүп, Бинямин, Нафтали, Гад вә Ашер.
I Ch UyCyr 2:3  Йәһуданиң Ер, Онан вә Шелаһ исимлиқ үч оғли болуп, бу үч оғулни униңға қананлиқ аяли Батшува туғуп бәргән еди. Йәһуданиң тунҗа оғли Ер Пәрвәрдигарниң нәзиридә яман адәм болғанлиғи үчүн, Пәрвәрдигар униң җенини алди.
I Ch UyCyr 2:4  Йәһуданиң келини Тамарму униңға Пәрәс вә Зәрах исимлиқ икки оғул туғуп бәрди. Йәһуданиң җәми бәш оғли бар еди.
I Ch UyCyr 2:5  Пәрәсниң Хәзрон вә Хамул исимлиқ оғуллири бар еди.
I Ch UyCyr 2:6  Зәрахниң бәш оғли болуп, улар Зимри, Етан, Һеман, Калкол вә Дара еди.
I Ch UyCyr 2:7  Карми дегән адәмниң Акан (мәнаси «қийинчилиқ») исимлиқ бир оғли бар еди. Акан Пәрвәрдигарға аталған нәрсиләрниң бир қисмини еливелип, Исраил хәлқигә қийинчилиқ кәлтүргән еди.
I Ch UyCyr 2:9  Хәзронниң Йирахмиел, Рам вә Калиб исимлиқ оғуллири бар еди.
I Ch UyCyr 2:10  Рамдин Амминадаб төрәлди, Амминадаб Йәһуда хәлқиниң йолбашчиси Нахшонниң атиси еди.
I Ch UyCyr 2:11  Нахшондин Салма төрәлди, Салмадин Боаз төрәлди,
I Ch UyCyr 2:12  Боаздин Обед төрәлди, Обедтин Йишай төрәлди.
I Ch UyCyr 2:13  Йишайниң йәттә оғли болуп, тунҗа оғли Әлиаб, иккинчиси Абинадаб, үчинчиси Шимъа,
I Ch UyCyr 2:14  төртинчиси Нитанъел, бәшинчиси Раддай,
I Ch UyCyr 2:15  алтинчиси Озем, йәттинчиси Давут еди.
I Ch UyCyr 2:16  Уларниң йәнә Зируя вә Абигал исимлиқ сиңиллири бар еди. Зируяниң үч оғли болуп, уларниң исимлири Абишай, Йоаб вә Асаел еди.
I Ch UyCyr 2:17  Абигал Исмаил хәлқидин болған Йәтәргә ятлиқ болуп, Амасани туғди.
I Ch UyCyr 2:18  Хәзронниң оғли Калибниң Азуба вә Йириот исимлиқ аяллири бар еди. Азубадин Йешәр, Шобаб вә Ардон исимлиқ оғуллар төрәлди.
I Ch UyCyr 2:19  Азуба аләмдин өткәндин кейин, Калиб Әфратаға өйләнди. Әфрата униңға Хурни туғуп бәрди.
I Ch UyCyr 2:20  Хурдин Ури төрәлди, Уридин Бизалъел төрәлди.
I Ch UyCyr 2:21  Хәзрон атмиш яшқа киргәндә, Макирниң қизи, йәни Гилъадниң сиңлисиға өйлинип, униңдин Сигуб исимлиқ бир оғул пәрзәнт көрди.
I Ch UyCyr 2:22  Сигубтин Яир төрәлди. У Гилъадтики жигирмә үч шәһәргә һөкүмранлиқ қилди.
I Ch UyCyr 2:23  Кейин Гишур вә Аррам хәлқи Яир шәһирини, шундақла Қенат шәһири вә униң әтрапидики атмиш йезини ишғал қилди. Бу йәрләрдә яшаватқан хәлиқ Гилъадниң атиси Макирниң әвлатлири еди.
I Ch UyCyr 2:24  Хәзрон Калиб-Әфрата шәһиридә вапат болғандин кейин, униң еғир аяқ аяли Абия Ашхур исимлиқ бир оғул туғди. Ашхур Тиқова шәһирини қурди.
I Ch UyCyr 2:25  Хәзронниң тунҗа оғли Йирахмиелдин төрәлгән оғуллар: тунҗа оғли Рам, Бунаһ, Орән, Озем вә Ахия.
I Ch UyCyr 2:26  Йирахмиелниң Атара исимлиқ йәнә бир аяли болуп, униңдин Онам туғулди.
I Ch UyCyr 2:27  Йирахмиелниң тунҗа оғли Рамдин Мааз, Ямин вә Еқәр төрәлди.
I Ch UyCyr 2:28  Онамниң Шаммай вә Яда исимлиқ оғуллири бар еди. Шаммай Надаб вә Абишур исимлиқ оғул пәрзәнтләрни көрди.
I Ch UyCyr 2:29  Абишурниң Абиһайил исимлиқ аяли болуп, униңдин Ахбан вә Молид исимлиқ оғуллар туғулди.
I Ch UyCyr 2:30  Надабниң Сәләд вә Аппайим исимлиқ оғуллири бар еди. Сәләд пәрзәнт көрмәй аләмдин өтти.
I Ch UyCyr 2:31  Аппайим Йишъиниң атиси, Йишъи Шешанниң атиси, Шешан Ахлайниң атиси еди.
I Ch UyCyr 2:32  Шаммайниң иниси Яданиң Йәтәр вә Йонатан исимлиқ оғуллири бар еди. Йәтәр пәрзәнт көрмәй аләмдин өтти.
I Ch UyCyr 2:33  Йонатанниң Пәләт вә Заза исимлиқ икки оғли бар еди. Мана шуларниң һәммиси Йирахмиелниң әвлатлиридур.
I Ch UyCyr 2:34  Шешанниң оғли йоқ, пәқәт қизлири бар еди. Шешанниң йәнә Ярха исимлиқ бир мисирлиқ қули бар еди.
I Ch UyCyr 2:35  Шешан қизини қули Ярхаға ятлиқ қилди. Улар оғул пәрзәнт көрүп, исмини Аттай қоюшти.
I Ch UyCyr 2:36  Аттайдин Натан төрәлди, Натандин Забад төрәлди,
I Ch UyCyr 2:37  Забадтин Әфлал төрәлди, Әфлалдин Обед төрәлди,
I Ch UyCyr 2:38  Обедтин Йеһу төрәлди, Йеһудин Азаря төрәлди,
I Ch UyCyr 2:39  Азарядин Хәләз төрәлди, Хәләздин Әлъаса төрәлди,
I Ch UyCyr 2:40  Әлъасадин Сисмай төрәлди, Сисмайдин Шаллум төрәлди,
I Ch UyCyr 2:41  Шаллумдин Йиқамя төрәлди, Йиқамядин Әлишама төрәлди.
I Ch UyCyr 2:42  Йирахмиелниң акиси Калибниң икки оғли болуп, тунҗисиниң исми Меша, кәнҗисиниң исми Мареша еди. Мешадин Зиф төрәлди, Марешадин Һиброн төрәлди.
I Ch UyCyr 2:43  Һиброн Кораһ, Таппувах, Рәқәм вә Шәма исимлиқ оғулларни көрди.
I Ch UyCyr 2:44  Шәмадин Рахам төрәлди, Рахамдин Йорқоам төрәлди. Рәқәмдин Шаммай төрәлди.
I Ch UyCyr 2:45  Шаммайдин Маон төрәлди, Маондин Бәйтзур төрәлди.
I Ch UyCyr 2:46  Калибниң Ефаһ исимлиқ тоқили униңға Һаран, Моза вә Газезни туғуп бәрди. Һарандин Газез төрәлди.
I Ch UyCyr 2:47  Ефаһниң атиси Йодайниң йәнә Рәгем, Йотәм, Гешан, Пәләт вә Шааф исимлиқ оғуллириму бар еди.
I Ch UyCyr 2:48  Калибниң Маака исимлиқ йәнә бир тоқили униңға Шәбәр вә Тирхана исимлиқ оғулларни туғуп бәрди.
I Ch UyCyr 2:49  Кейин у йәнә Шааф вә Шива исимлиқ икки оғул туғди. Шааф Мадманна шәһиригә, Шива Макбена вә Гибъа шәһиригә асас салди. Калибниң Аксаһ исимлиқ йәнә бир қизиму бар еди.
I Ch UyCyr 2:50  Мана булар Калибниң әвлатлиридур. Калибниң аяли Әфратадин туғулған тунҗа оғли Хур үч оғул көрди. Биринчисиниң исми Шобал болуп, у Қирят-Йиарим шәһиригә асас салди.
I Ch UyCyr 2:51  Иккинчисиниң исми Салма болуп, у Бәйтләһәм шәһиригә асас салди. Үчинчисиниң исми Хареф болуп, у Бәйт-Гадер шәһиригә асас салди.
I Ch UyCyr 2:52  Қирят-Йиарим шәһириниң асас салғучиси Шобал болуп, Қирят-Йиарим шәһиридикиләр, һароәләр вә Манахат шәһириниң йерим аһалиси униң әвлатлири еди. Қирят-Йиарим шәһириниң аһалиси Йитри җамаити, Пути җамаити, Шума җамаити вә Мишра җамаитидин тәшкил тапқан еди. Зораһ вә Әштаол хәлқиму шу җамаәтләрдин келип чиққан еди.
I Ch UyCyr 2:53  Қирят-Йиарим шәһириниң асас салғучиси Шобал болуп, Қирят-Йиарим шәһиридикиләр, һароәләр вә Манахат шәһириниң йерим аһалиси униң әвлатлири еди. Қирят-Йиарим шәһириниң аһалиси Йитри җамаити, Пути җамаити, Шума җамаити вә Мишра җамаитидин тәшкил тапқан еди. Зораһ вә Әштаол хәлқиму шу җамаәтләрдин келип чиққан еди.
I Ch UyCyr 2:54  Салманиң әвлатлири: бәйтләһәмликләр, нитофалар, атрот-бәйтйоаблар, манахатлиқларниң йерими вә зоръаһлар.
I Ch UyCyr 2:55  Ябез шәһиридә яшиған Тира, Шима вә Сукаһ исимлиқ хәтчиләрниң җамаәтлириму Салма әвлатлиридин келип чиққан еди. Улар Хамматтин болған қенлар болуп, Хаммат Рекабниң әҗдади еди.
Chapter 3
I Ch UyCyr 3:1  Давутниң Һибронда туғулған оғуллири төвәндикиләр: Тунҗиси йизриәллик Ахиноамдин туғулған Амнон, иккинчиси кармәллик Абигалдин туғулған Даниял,
I Ch UyCyr 3:2  үчинчиси Гишурниң падишаси Талмайниң қизи Маакадин туғулған Абсалом, төртинчиси Хаггиттин туғулған Адония,
I Ch UyCyr 3:3  бәшинчиси Абиталдин туғулған Шифатя, алтинчиси Давутниң йәнә бир аяли Әглаһтин туғулған Йитриамдур.
I Ch UyCyr 3:4  Давут Һибронда жуқуридики алтә пәрзәнтни көрди. У Һибронда йәттә йерим жил, Йерусалимда оттуз үч жил падиша болди.
I Ch UyCyr 3:5  Давутниң Йерусалимда туғулған оғуллири төвәндикиләр: Шимъа, Шобаб, Натан вә Сулайман. Бу төрт оғул Аммиелниң қизи Батшәбадин туғулған.
I Ch UyCyr 3:6  Улардин башқа Давутниң йәнә тоққуз оғли болуп, улар Йибхар, Әлишува, Әлифәләт,
I Ch UyCyr 3:8  Әлишама, Әляда вә Әлифәләтләр еди.
I Ch UyCyr 3:9  Давут бу оғуллардин башқа тоқаллиридинму оғулларни көргән еди. Униң йәнә Тамар исимлиқ қизиму бар еди.
I Ch UyCyr 3:10  Сулайманниң әвлатлиридин чиққан падишалар төвәндикиләр: Рихобъам, Абия, Аса, Йиһошафат,
I Ch UyCyr 3:15  Йошияниң оғуллири: тунҗа оғли Йоханан, иккинчи оғли Йиһояқим, үчинчи оғли Зидқия вә төртинчи оғли Шаллум.
I Ch UyCyr 3:16  Йиһояқимға варислиқ қилғучилар: оғли Йиһоякин вә Йиһояқимниң иниси Зидқия.
I Ch UyCyr 3:17  Бабилға әсир елип кетилгән падиша Йиһоякинниң әвлатлири: Шиалтел,
I Ch UyCyr 3:18  Малкирам, Пидая, Шәнъаззар, Йиқамя, Һошама вә Нидабия.
I Ch UyCyr 3:19  Пидаяниң оғуллири: Зируббабәл вә Шимъи. Зируббабәлниң Мишуллам, Хананя исимлиқ оғуллири вә Шиломит исимлиқ бир қизи бар еди.
I Ch UyCyr 3:20  Улардин башқа Зируббабәлниң йәнә Хашуба, Оһәл, Бәрәкя, Хасадя вә Йушаб-Хәсәд исимлиқ бәш оғли бар еди.
I Ch UyCyr 3:21  Хананяниң Пилатя вә Йишая исимлиқ оғуллири болуп, Йишаядин Рифая төрәлди, Рифаядин Арнан, Арнандин Обадия, Обадиядин Шиканя төрәлди.
I Ch UyCyr 3:22  Шиканяниң әвлатлири: оғли Шимая. Шимаяниң Хаттуш, Йигал, Бариях, Ниаря вә Шафаттин ибарәт алтә оғли бар еди.
I Ch UyCyr 3:23  Ниаряниң Әлйоенай, Хизкия вә Азриқам исимлиқ үч оғли бар еди.
I Ch UyCyr 3:24  Әлйоенайниң Һодавя, Әляшиб, Пилая, Аққуб, Йоханан, Дилая вә Анани исимлиқ йәттә оғли бар еди.
Chapter 4
I Ch UyCyr 4:1  Йәһуданиң Пәрәс, Хәзрон, Карми, Хур вә Шобал исимлиқ оғуллири бар еди.
I Ch UyCyr 4:2  Шобалниң оғли Риаядин Яхат төрәлди. Яхаттин Ахумай вә Лаһад төрәлди. Булар Зоръаһларниң әҗдатлиридур.
I Ch UyCyr 4:3  Калиб аяли Әфратадин Хур исимлиқ тунҗа оғлини көрди. Хурниң әвлатлири Бәйтләһәм шәһиригә асас салғучилар еди. Хурниң Етам, Пинуел вә Әзәр исимлиқ оғуллири болуп, Етамниң Йизриәл, Йишма вә Йидбаш исимлиқ үч оғли вә Һазләлпони исимлиқ бир қизи бар еди. Пинуел Гидор шәһиригә, Әзәр болса Хушаһ шәһиригә асас салған еди.
I Ch UyCyr 4:4  Калиб аяли Әфратадин Хур исимлиқ тунҗа оғлини көрди. Хурниң әвлатлири Бәйтләһәм шәһиригә асас салғучилар еди. Хурниң Етам, Пинуел вә Әзәр исимлиқ оғуллири болуп, Етамниң Йизриәл, Йишма вә Йидбаш исимлиқ үч оғли вә Һазләлпони исимлиқ бир қизи бар еди. Пинуел Гидор шәһиригә, Әзәр болса Хушаһ шәһиригә асас салған еди.
I Ch UyCyr 4:5  Тиқова шәһиригә асас салған Ашхурниң Хәлъаһ вә Наара исимлиқ икки аяли бар еди.
I Ch UyCyr 4:6  Ашхур аяли Наарадин Ахуззам, Хефәр, Темини вә Һаахаштари исимлиқ оғулларни көрди.
I Ch UyCyr 4:7  Аяли Хәлъаһтин Зәрәт, Зохар, Әтнан
I Ch UyCyr 4:8  вә Қоз туғулди. Қозниң Ануб вә Һаззобеба исимлиқ оғуллири бар еди. Хаққоз Һарумниң оғли болуп, Ахархел җамаитиниң әҗдади еди.
I Ch UyCyr 4:9  Ябез (мәнаси «азап») исимлиқ бир адәм қериндашлириға қариғанда көп абройлуқ еди. Аниси уни: «Бәк җапа чекип туққанмән», дәп исмини Ябез қойған еди.
I Ch UyCyr 4:10  Ябез исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаға: «Әй Худа, мени бәхитлик қилип, зиминимни кәңәйтип бәргәйсән, маңа яр-йөләктә болуп, мени мүшкүлат вә азаплардин жирақ қилғайсән», дәп дуа қилған еди. Худа униң илтиҗалирини бәҗа кәлтүрди.
I Ch UyCyr 4:11  Шухаһниң акиси Килубдин Михир төрәлди. Михирдин Әштон төрәлди.
I Ch UyCyr 4:12  Әштондин Бәйт-Рафа, Пасеях вә Тихинна төрәлди. Тихинна Ирнахаш шәһирини қурди. Уларниң әвлатлири Рекаһта яшатти.
I Ch UyCyr 4:13  Қеназниң Отниел вә Сирая исимлиқ оғуллири бар еди. Отниелниң болса, Хатат вә Мионотай исимлиқ оғуллири бар еди.
I Ch UyCyr 4:14  Мионотайдин Офраһ төрәлди. Сираядин Йоаб төрәлди. Йоаб һүнәрвәнләр җилғисиға асас салди. У йәрдә яшиған адәмләрниң һәммиси һүнәрвән еди.
I Ch UyCyr 4:15  Йифуннәниң оғли Калиб үч оғул пәрзәнт көрди. Улар Иру, Әлаһ вә Наам еди. Елаһтин Қеназ төрәлди.
I Ch UyCyr 4:16  Йиһаләләлниң Зиф, Зифаһ, Тирия вә Асаръел исимлиқ оғуллири бар еди.
I Ch UyCyr 4:17  Әзраһниң Йәтәр, Мәрәд, Ефәр вә Ялон исимлиқ оғуллири бар еди. Мәрәд Пиръәвнниң қизи Битяһқа өйлинип, униңдин Мәрйәм исимлиқ бир қиз вә Шаммай, Йишбах исимлиқ икки оғул пәрзәнт көрди. Йишбах Әштимова шәһиригә асас салди. Мәрәд йәнә Йәһуда қәбилисидин бир аял алди. Бу аялдин у үч оғул, йәни Гидор шәһириниң асас салғучиси Йәрәд, Сокоһ шәһириниң асас салғучиси Хәбәр вә Зановах шәһириниң асас салғучиси Йиқутиәлни көрди.
I Ch UyCyr 4:18  Әзраһниң Йәтәр, Мәрәд, Ефәр вә Ялон исимлиқ оғуллири бар еди. Мәрәд Пиръәвнниң қизи Битяһқа өйлинип, униңдин Мәрйәм исимлиқ бир қиз вә Шаммай, Йишбах исимлиқ икки оғул пәрзәнт көрди. Йишбах Әштимова шәһиригә асас салди. Мәрәд йәнә Йәһуда қәбилисидин бир аял алди. Бу аялдин у үч оғул, йәни Гидор шәһириниң асас салғучиси Йәрәд, Сокоһ шәһириниң асас салғучиси Хәбәр вә Зановах шәһириниң асас салғучиси Йиқутиәлни көрди.
I Ch UyCyr 4:19  Һодия Нахамниң сиңлисиға өйләнди, униң оғуллири гармилиқ Қийлаһниң вә маакалиқ Әштимованиң атиси еди.
I Ch UyCyr 4:20  Шимонниң Амнон, Риннаһ, Бәнханан вә Тилон исимлиқ оғуллири бар еди. Йишъиниң Зохет вә Бәнзохет исимлиқ оғуллири бар еди.
I Ch UyCyr 4:21  Йәһуданиң йәнә Шелаһ исимлиқ бир оғли бар еди. Шелаһниң әвлатлири: Лекаһ шәһириниң асас салғучиси Ер, Мареша шәһириниң асас салғучиси Лада, Бәйт-Ашбея шәһиридә яшайдиған кәндир тоқуғучиларниң җамаәтлири,
I Ch UyCyr 4:22  Йоқим, Йоаш, Сараф вә Козеба шәһириниң аһалиси. Йоаш вә Сараф Моаб шәһиригә һөкүмранлиқ қилип, андин Ләһәм шәһиригә қайтип барған. Бу мәлуматлар қедимки язмилардин елинди.
I Ch UyCyr 4:23  Бу җамаәттикиләр Нитаим вә Гидера шәһәрлиридә яшайдиған сапал устилири болуп, улар падишаға хизмәт қилатти.
I Ch UyCyr 4:24  Шимонниң Нимуел, Ямин, Яриб, Зәрах вә Шаул исимлиқ оғуллири бар еди.
I Ch UyCyr 4:25  Шаулниң оғли Шаллум, Шаллумниң оғли Мибсам, Мибсамниң оғли Мишма еди.
I Ch UyCyr 4:26  Мишманиң оғли Хаммуел, Хаммуелниң оғли Заккур, Заккурниң оғли Шимъи еди.
I Ch UyCyr 4:27  Шимъи он алтә оғул вә алтә қиз пәрзәнт көрди. Лекин униң ака-инилириниң пәрзәнтлири кам болғанлиғи үчүн, Шимон қәбилиси Йәһуда қәбилисидәк көпәймиди.
I Ch UyCyr 4:28  Шимонниң әвлатлири Бәәршәба, Молада, Хазар-Шуал,
I Ch UyCyr 4:31  Бәйт-Маркабот, Хазар-Сусим, Бәйт-Бири вә Шаарайим шәһәрлиридә яшатти. Давут падиша болғанға қәдәр, мана шу шәһәрләр Шимонниң әвлатлириға қарашлиқ еди.
I Ch UyCyr 4:32  Улар йәнә Етам, Айин, Риммон, Токән вә Ашан дегән бәш шәһәрдиму яшиди.
I Ch UyCyr 4:33  Ғәрбий җәнуптики Баалат шәһиригичә созулған бу шәһәрләр вә униң әтрапидики һәммә йезилар Шимонниң әвлатлириға қарашлиқ еди. Улар шу җайда яшап, өз нәсәбнамисини йезип қойған еди.
I Ch UyCyr 4:34  Төвәндикиләр Шимон әвлатлириниң җамаәт башлиқлири еди: Мишобаб, Ямлек, Амазяниң оғли Йошаһ,
I Ch UyCyr 4:35  Йоел вә Йеһу (Йеһу Йошибяниң оғли, Йошибя Сираяниң оғли, Сирая Асиелниң оғлидур).
I Ch UyCyr 4:36  Йәнә Әлйоенай, Яақоба, Йишохая, Асая, Адиел, Йисимиел, Биная вә
I Ch UyCyr 4:37  Зиза (Зиза Шифиниң оғли, Шифи Аллонниң оғли, Аллон Йидаяниң оғли, Йидая Шимриниң оғли, Шимри Шимаяниң оғли еди).
I Ch UyCyr 4:38  Булар Шимон әвлатлириниң җамаәт башлиқлири еди. Уларниң җамаәтлири көпийип кәткәчкә,
I Ch UyCyr 4:39  мал-чарвилириға отлақ издәп, җилғиниң шәрқий четигә җайлашқан Гидор шәһиригичә барди.
I Ch UyCyr 4:40  Улар бу йәрдин от-чөплири мол, кәңри, тинич вә хали бир җайни тапти. Бу җай бурун Һам әвлатлириға қарашлиқ җай еди.
I Ch UyCyr 4:41  Йәһудийә падишаси Хизкия һөкүмранлиқ қилған дәвирдә жуқурида исимлири хатириләнгән Шимонниң әвлатлири Һам әвлатлириниң туралғулириға вә улар билән биллә яшаватқан миуним хәлқигә һуҗум қилип, уларни тәл-төкүз йоқатти. Шуңа улардин һазирғичә бирму адәм йоқ. У йәрдә қой-калилириға яйлақлар болғанлиғи үчүн, улар у йәрләрни егиләвалған еди.
I Ch UyCyr 4:42  Шимон әвлатлиридин йәнә бәш йүз киши Йишъиниң Пилатя, Ниаря, Рифая вә Уззиел исимлиқ оғуллириниң башчилиғида Сәир тағлириға берип,
I Ch UyCyr 4:43  Амаләк әвлатлириниң қалғанлирини қирип ташлиди. Шимонниң әвлатлири һазирғичә шу җайларда яшап кәлмәктә.
Chapter 5
I Ch UyCyr 5:1  Рубен Исраилниң тунҗа оғли еди. Лекин у атисиниң тоқилиниң биригә чеқилип қойғанлиғи үчүн, тунҗа оғуллуқ мирас һоқуқидин мәһрум қилинип, бу һоқуқ униң иниси Йүсүпниң оғуллириға берилгән еди. Шу сәвәптин Рубен нәсәбнамидә тунҗа оғул дәп хатириләнмигән.
I Ch UyCyr 5:2  Йәһуда ака-инилири арисида әң күчлүк болуп, униң қәбилисидин бир һөкүмран чиққан болсиму, лекин тунҗа оғуллуқ мирас һоқуқи Йүсүпниң әвлатлириға тәвә болди.
I Ch UyCyr 5:3  Исраилниң тунҗа оғли Рубенниң Ханок, Паллу, Хәзрон вә Карми исимлиқ оғуллири бар еди.
I Ch UyCyr 5:4  Йоелниң әвлатлири төвәндикиләрдин ибарәт: Йоелниң оғли Шимая, Шимаяниң оғли Гог, Гогниң оғли Шимъи,
I Ch UyCyr 5:5  Шимъиниң оғли Микаһ, Микаһниң оғли Риая, Риаяниң оғли Баал вә
I Ch UyCyr 5:6  Баалниң оғли Бәәраһ. Ассурийә падишаси Тилгат-Пилъәсәр Бәәраһни әсиргә елип кәткән еди. Бәәраһ Рубен қәбилисиниң йолбашчиси еди.
I Ch UyCyr 5:7  Рубен қәбилисиниң төвәндики җамаәт башлиқлириму нәсәбнамидә хатириләнгән: йолбашчи Йииел, Зикирия
I Ch UyCyr 5:8  вә Азазниң оғли Бәла. Азаз Шәманиң оғли, Шәма Йоелниң оғли еди. Улар Ароер шәһири һәм шималдики Нибо вә Баал-Мион шәһәрлиригичә болған йәрләрдә яшиди.
I Ch UyCyr 5:9  Уларниң Гилъад зиминидики мал-чарвилири көп болғанлиғи үчүн, улар йәнә шәриққә кәңийип Фират дәриясиниң ғәрбигичә созулған кәң далани егиләвалди.
I Ch UyCyr 5:10  Саул падишаниң дәвридә Рубенниң әвлатлири һагриларға қарши уруш қилип, уларни мәғлуп қилди һәм Гилъадниң шәрқидики һәммә зиминлирини егиләвалди.
I Ch UyCyr 5:11  Гад қәбилиси Рубен қәбилисиниң шималиға яндаш болған Башан зиминида яшиған еди. Уларниң зимини шәриқтә Салкаһ шәһиригичә созулған еди.
I Ch UyCyr 5:12  Йоел Башанниң йолбашчиси болуп, униң оң қол ярдәмчиси Шафам еди. Янай вә Шафатлар Шафамниң ярдәмчилири еди.
I Ch UyCyr 5:13  Гад қәбилисидики қериндашлар төвәндики йәттә җамаәткә тәвә еди: Микаил, Мишуллам, Шиба, Йорай, Якан, Зия вә Ебәр.
I Ch UyCyr 5:14  Буларниң һәммиси Абихайилниң оғуллиридур. Абихайил Хуриниң оғли, Хури Яровахниң оғли, Яровах Гилъадниң оғли, Гилъад Микаилниң оғли, Микаил Йишишайниң оғли, Йишишай Яхдониң оғли, Яхдо Бузниң оғли еди.
I Ch UyCyr 5:15  Гуниниң оғли Абдийел, Абдийелниң оғли Ахи болуп, у җамаәт башлиғи еди.
I Ch UyCyr 5:16  Гад қәбилиси Гилъад, Башан вә у йәрдики йезиларда һәм Шарондики пүтүн түзләңликләрдә яшатти.
I Ch UyCyr 5:17  Бу хатириләрниң һәммиси Йәһудийә падишаси Йотәм вә Исраил падишаси Яробъам II һөкүмранлиқ қилған дәвирдә нәсәбнамигә киргүзүлгән еди.
I Ch UyCyr 5:18  Рубен қәбилиси, Гад қәбилиси вә Манассә қәбилисиниң шәрқий йериминиң қалқан, қилич вә оқ-я билән қуралланған, җәңгә ярамлиқ 44760 нәпәр ләшкири бар еди.
I Ch UyCyr 5:19  Улар Һагри, Йитур, Нафиш вә Нодабларға һуҗум қилди.
I Ch UyCyr 5:20  Улар җәңдә Худадин мәдәт тилиди. Худа уларниң дуасини иҗавәт қилди, улар һагрилар билән иттипақдашлирини мәғлуп қилди, чүнки улар Худаға ишәнгән еди.
I Ch UyCyr 5:21  Улар дүшмәнниң чарвисини, йәни 50 миң төгә, 250 миң қой, 2 миң ешигини олҗа алди вә 100 миң адәмни әсир қилди.
I Ch UyCyr 5:22  Улар нурғун дүшмәнни өлтүрди, чүнки бу җәң Худаниң ирадиси билән болған еди. Рубен, Гад қәбилиси вә Манассә қәбилисиниң шәрқий йерими таки сүргүн қилинғанға қәдәр шу йәрләрдә яшиди.
I Ch UyCyr 5:23  Манассә қәбилисиниң шәрқий йерими Баал-Хәрмон, Синир, йәни Хәрмон теғиғичә болған Башан зиминлирида яшатти. Уларниң нопуси наһайити көп еди.
I Ch UyCyr 5:24  Уларниң җамаәт башлиқлириниң исимлири төвәндикичә: Ефәр, Йишъи, Әлиел, Азриел, Йәрәмия, Һодавя вә Яхдиел. Улар баһадир җәңчиләр болуп, өз җамаитиниң мәшһур йолбашчилири еди.
I Ch UyCyr 5:25  Рубен, Гад қәбилиси вә Манассә қәбилисиниң шәрқий йерими ата-бовилири етиқат қилип кәлгән Худаға вапасизлиқ қилип, Худа вәйран қилған әшу жуттики хәлиқләрниң илаһлириға чоқунди.
I Ch UyCyr 5:26  Шуниң үчүн исраиллар етиқат қилип кәлгән Худа Ассурийә падишаси Пүлни, йәни Тилгат-Пилъәсәрни Рубен вә Гад қәбилилиригә вә Манассә қәбилисиниң шәрқий йеримиға һуҗум қилишқа әвәтти. Падиша Пүл уларни Халах, Хабор вә Һара дегән йәрләргә һәм Гозан дәриясиниң бойлириға сүргүн қиливәтти. Улар таки һазирғичә шу йәрләрдә яшап кәлмәктә.
Chapter 6
I Ch UyCyr 6:1  Лавийниң оғуллири Гершон, Қоһат вә Мирари еди.
I Ch UyCyr 6:2  Қоһатниң оғуллири Амрам, Йизһар, Һиброн вә Уззиел еди.
I Ch UyCyr 6:3  Амрамниң балилири Һарун, Муса вә Мәрйәм еди. Һарунниң оғуллири Надаб, Абиһу, Әлъазар вә Итамар еди.
I Ch UyCyr 6:4  Әлъазардин Пинихас төрәлди, Пинихастин Абишува төрәлди,
I Ch UyCyr 6:5  Абишувадин Буққи төрәлди, Буққидин Уззи төрәлди,
I Ch UyCyr 6:6  Уззидин Зирахя төрәлди, Зирахядин Мирайот төрәлди,
I Ch UyCyr 6:7  Мирайоттин Амаря төрәлди, Амарядин Ахитуб төрәлди,
I Ch UyCyr 6:8  Ахитубтин Задоқ төрәлди, Задоқтин Ахимаас төрәлди,
I Ch UyCyr 6:9  Ахимаастин Азаря төрәлди, Азарядин Йоханан төрәлди,
I Ch UyCyr 6:10  Йоханандин Азаря төрәлди. (Азаря Сулайман падиша Йерусалимда қурған ибадәтханида роһаний болуп хизмәт қилған еди.)
I Ch UyCyr 6:11  Азарядин Амаря төрәлди, Амарядин Ахитуб төрәлди,
I Ch UyCyr 6:12  Ахитубтин Задоқ төрәлди, Задоқтин Шаллум төрәлди,
I Ch UyCyr 6:13  Шаллумдин Хилқия төрәлди, Хилқиядин Азаря төрәлди,
I Ch UyCyr 6:14  Азарядин Сирая төрәлди, Сираядин Йиһозадақ төрәлди.
I Ch UyCyr 6:15  Пәрвәрдигар падиша Нибукаднәзәр арқилиқ Йәһудийә вә Йерусалим хәлқини сүргүн қилғанда, Йиһозадақму сүргүн қилинған еди.
I Ch UyCyr 6:16  Лавийниң оғуллири Гершон, Қоһат вә Мирари еди.
I Ch UyCyr 6:17  Гершонниң оғуллири Либни вә Шимъи еди.
I Ch UyCyr 6:18  Қоһатниң оғуллири Амрам, Йизһар, Һиброн вә Уззиел еди.
I Ch UyCyr 6:19  Мирариниң оғуллири Махли вә Муши еди. Ата җамаитигә қарап хатириләнгән Лавийниң әвлатлири төвәндикиләрдин ибарәт еди.
I Ch UyCyr 6:20  Гершонниң әвлатлири төвәндикичә: Гершонниң оғли Либни, Либниниң оғли Яхат, Яхатниң оғли Зиммаһ,
I Ch UyCyr 6:21  Зиммаһниң оғли Йоах, Йоахниң оғли Иддо, Иддониң оғли Зәрах, Зәрахниң оғли Йиатирай.
I Ch UyCyr 6:22  Қоһатниң әвлатлири төвәндикичә: Қоһатниң оғли Амминадаб, Амминадабниң оғли Кораһ, Кораһниң оғли Ассир,
I Ch UyCyr 6:23  Ассирниң оғли Әлқана, Әлқананиң оғли Әбясаф, Әбясафниң оғли Ассир,
I Ch UyCyr 6:24  Ассирниң оғли Тахат, Тахатниң оғли Уриел, Уриелниң оғли Уззия, Уззияниң оғли Шаул.
I Ch UyCyr 6:25  Әлқананиң Амасай вә Ахимот исимлиқ оғуллири бар еди.
I Ch UyCyr 6:26  Ахимотниң оғли Әлқана, Әлқананиң оғли Зофай, Зофайниң оғли Нахат,
I Ch UyCyr 6:27  Нахатниң оғли Әлиаб, Әлиабниң оғли Йирохам, Йирохамниң оғли Әлқана, Әлқананиң оғли Самуил еди.
I Ch UyCyr 6:28  Самуилниң икки оғли бар еди, тунҗисиниң исми Йоел, иккинчисиниң исми Абия еди.
I Ch UyCyr 6:29  Мирариниң әвлатлири төвәндикичә: Мирариниң оғли Махли, Махлиниң оғли Либни, Либниниң оғли Шимъи, Шимъиниң оғли Уззаһ,
I Ch UyCyr 6:30  Уззаһниң оғли Шимъа, Шимъаниң оғли Хаггия, Хаггияниң оғли Асая.
I Ch UyCyr 6:31  Келишим сандуғи «Пәрвәрдигар билән учришиш чедири» дәп аталған ибадәт чедириға йөткәп келингәндин кейин, Давут у йәргә нәғмичиләрни йетәкләш хизмитигә қойди. Сулайман Йерусалимда Пәрвәрдигарниң ибадәтханисини қуруп чиққанға қәдәр, бу нәғмичиләр Пәрвәрдигарниң ибадәт чедирида саз челип, мунаҗәт оқуди. Улар өз хизмитини берилгән көрсәтмиләр бойичә ада қилди.
I Ch UyCyr 6:32  Келишим сандуғи «Пәрвәрдигар билән учришиш чедири» дәп аталған ибадәт чедириға йөткәп келингәндин кейин, Давут у йәргә нәғмичиләрни йетәкләш хизмитигә қойди. Сулайман Йерусалимда Пәрвәрдигарниң ибадәтханисини қуруп чиққанға қәдәр, бу нәғмичиләр Пәрвәрдигарниң ибадәт чедирида саз челип, мунаҗәт оқуди. Улар өз хизмитини берилгән көрсәтмиләр бойичә ада қилди.
I Ch UyCyr 6:33  У йәрдә өзиниң оғуллири билән биллә хизмәт қилған нәғмичиләр төвәндикичә: Қоһат җамаитидин қошақчи Һеман. Һеманниң нәсәбнамиси төвәндикичә хатириләнгән еди. Һеман Йоелниң оғли, Йоел Самуилниң оғли,
I Ch UyCyr 6:34  Самуил Әлқананиң оғли, Әлқана Йирохамниң оғли, Йирохам Әлиелниң оғли, Әлиел Товахниң оғли,
I Ch UyCyr 6:35  Товах Зуфниң оғли, Зуф Әлқананиң оғли, Әлқана Махатниң оғли, Махат Амасайниң оғли,
I Ch UyCyr 6:36  Амасай Әлқананиң оғли, Әлқана Йоелниң оғли, Йоел Азаряниң оғли, Азаря Зифанияниң оғли,
I Ch UyCyr 6:37  Зифания Тахатниң оғли, Тахат Ассирниң оғли, Ассир Әбясафниң оғли, Әбясаф Кораһниң оғли,
I Ch UyCyr 6:38  Кораһ Йизһарниң оғли, Йизһар Қоһатниң оғли, Қоһат Лавийниң, Лавий Исраилниң (Яқупниң) оғли еди.
I Ch UyCyr 6:39  Һеманниң оң қол ярдәмчиси туққини болған Асаф еди. Асафниң нәсәбнамиси төвәндикичә хатириләнгән еди. Асаф Бәрәкяниң оғли, Бәрәкя Шимъаниң оғли,
I Ch UyCyr 6:40  Шимъа Микаилниң оғли, Микаил Баасеяниң оғли, Баасея Малкияниң оғли,
I Ch UyCyr 6:41  Малкия Әтниниң оғли, Әтни Зәрахниң оғли, Зәрах Адаяниң оғли,
I Ch UyCyr 6:42  Адая Етанниң оғли, Етан Зиммаһниң оғли, Зиммаһ Шимъиниң оғли,
I Ch UyCyr 6:43  Шимъи Яхатниң оғли, Яхат Гершонниң оғли, Гершон Лавийниң оғли еди.
I Ch UyCyr 6:44  Һеманниң сол қол ярдәмчиси Етан еди. У Мирари җамаитидин еди. Етанниң нәсәбнамиси төвәндикичә хатириләнгән еди. Етан Қишиниң оғли, Қиши Абдиниң оғли, Абди Маллукниң оғли,
I Ch UyCyr 6:45  Маллук Хашабяниң оғли, Хашабя Амазяниң оғли, Амазя Хилқияниң оғли,
I Ch UyCyr 6:46  Хилқия Амзиниң оғли, Амзи Баниниң оғли, Бани Сәмәрниң оғли,
I Ch UyCyr 6:47  Сәмәр Махлиниң оғли, Махли Мушиниң оғли, Муши Мирариниң оғли, Мирари Лавийниң оғли еди.
I Ch UyCyr 6:48  Лавий қәбилисиниң қалған әзалири Худаниң өйи болған ибадәт чедириниң башқа хизмәтлиригә тайинланған еди.
I Ch UyCyr 6:49  Пәқәт Һарун вә униң әвлатлирила роһаний болуп, улар Худаға атап көйдүрмә қурванлиқ суписида қурванлиқ қилатти вә исриқданда исриқ салатти. Улар Худаниң хизмәткари Муса пәйғәмбәрниң буйруқлириға асасән, исраил хәлқиниң гунайиниң кәчүрүм қилиниши үчүн әң муқәддәс болған бу җайдики һәммә мәҗбурийәтләрни ада қилатти.
I Ch UyCyr 6:50  Һарунниң әвлатлири төвәндикичә: Һарунниң оғли Әлъазар, Әлъазарниң оғли Пинихас, Пинихасниң оғли Абишува,
I Ch UyCyr 6:51  Абишуваниң оғли Буққи, Буққиниң оғли Уззи, Уззиниң оғли Зирахя,
I Ch UyCyr 6:52  Зирахяниң оғли Мирайот, Мирайотниң оғли Амаря, Амаряниң оғли Ахитуб,
I Ch UyCyr 6:53  Ахитубниң оғли Задоқ, Задоқниң оғли Ахимаас еди.
I Ch UyCyr 6:54  Қоһат җамаитидики Һарунниң әвлатлириға чәк тартилип, чиққан чәк бойичә биринчи болуп төвәндики шәһәрләр бөлүп берилгән еди.
I Ch UyCyr 6:55  Улар Йәһуда зиминидики Һиброн шәһири вә униң әтрапидики яйлақларға егә болди.
I Ch UyCyr 6:56  Лекин бу шәһәрниң әтрапидики етизлиқлар вә йезилар Йифуннәниң оғли Калибқа берилди.
I Ch UyCyr 6:57  Шуниң билән Һарунниң әвлатлириға төвәндики шәһәрләр вә уларниң әтрапидики яйлақлар берилди: паналинидиған шәһәр Һиброн, Либнаһ, Яттир, Әштимова,
I Ch UyCyr 6:59  Ашан, Йуттаһ вә Бәйт-Шәмәш.
I Ch UyCyr 6:60  Йәнә Бинямин зиминидин төвәндики шәһәрләр вә уларниң әтрапидики яйлақларму берилди: Гибъон, Гәба, Аләмәт вә Анатот. Қоһат җамаитидики Һарунниң әвлатлириға җәми 13 шәһәр берилди.
I Ch UyCyr 6:61  Қоһат җамаитиниң қалған әвлатлириға тартилған чәк бойичә Манассә қәбилисиниң ғәрбий йеримиға қарашлиқ зиминдин он шәһәр бөлүп берилди.
I Ch UyCyr 6:62  Гершон җамаитигә аилилири бойичә Иссакар, Ашер, Нафтали вә Башандики Манассә қәбилилириниң зиминлиридин 13 шәһәр бөлүп берилди.
I Ch UyCyr 6:63  Мирари җамаитигә аилилири бойичә Рубен, Гад вә Зәбулун қәбилилириниң зиминлиридин 12 шәһәр чәк арқилиқ тәхсим қилип берилди.
I Ch UyCyr 6:64  Шундақ қилип, исраил хәлқи лавийларниң яшиши үчүн мана мошу шәһәрләрни вә уларниң әтрапидики яйлақларни аҗритип бәрди.
I Ch UyCyr 6:65  Жуқурида тилға елинған шәһәрләр Йәһуда, Шимон вә Бинямин қәбилилириниң зиминлиридин чәк тартиш арқилиқ бөлүп берилгән еди.
I Ch UyCyr 6:66  Қоһат әвлатлириниң бәзи җамаәтлиригә Әфрайим қәбилисиниң зиминидин төвәндики шәһәрләр вә уларниң әтрапидики яйлақлар берилди.
I Ch UyCyr 6:67  Әфрайим тағлиқ районидики паналинидиған шәһәр Шәкәм, Гәзәр,
I Ch UyCyr 6:70  Қоһат әвлатлириниң қалған җамаәтлиригә Манассә қәбилисиниң ғәрбий йеримиға қарашлиқ болған Анер вә Билъам дегән икки шәһәр вә уларниң әтрапидики яйлақлар қошуп берилди.
I Ch UyCyr 6:71  Гершон җамаитигә төвәндики шәһәрләр вә уларниң әтрапидики яйлақлар берилди. Манассә қәбилисиниң шәрқий йериминиң зиминидин Аштарот вә Башан зиминидики Голан,
I Ch UyCyr 6:72  Иссакар қәбилисиниң зиминидин Қәдәш, Дабират,
I Ch UyCyr 6:74  Ашер қәбилисиниң зиминидин Машал, Абдон,
I Ch UyCyr 6:76  Нафтали қәбилисиниң зиминидин Хаммон, Қирятаим вә Җәлилийәдики Қәдәш.
I Ch UyCyr 6:77  Мирари җамаитиниң қалған аилилиригә төвәндики шәһәрләр вә уларниң әтрапидики яйлақлар бөлүп берилди. Зәбулун қәбилисиниң зиминидин Риммоно вә Табор,
I Ch UyCyr 6:78  Ериха шәһириниң удулидики, йәни Иордан дәриясиниң шәриқ тәрипигә җайлашқан Рубен қәбилисиниң зиминидин Яһаз, Қидемот, Мефаат вә чөлдики Бәзәр.
I Ch UyCyr 6:79  Ериха шәһириниң удулидики, йәни Иордан дәриясиниң шәриқ тәрипигә җайлашқан Рубен қәбилисиниң зиминидин Яһаз, Қидемот, Мефаат вә чөлдики Бәзәр.
I Ch UyCyr 6:80  Гад қәбилисиниң зиминидин Маханайим, Хәшбон, Язер вә Гилъадтики Рамот.
I Ch UyCyr 6:81  Гад қәбилисиниң зиминидин Маханайим, Хәшбон, Язер вә Гилъадтики Рамот.
Chapter 7
I Ch UyCyr 7:1  Иссакарниң Толаһ, Пуаһ, Яшуб вә Шимрон исимлиқ төрт оғли бар еди.
I Ch UyCyr 7:2  Толаһниң Уззи, Рифая, Йириел, Яхмай, Йибсам вә Самуил исимлиқ оғуллири бар еди. Улар өз җамаитиниң башлиқлири еди. Давут падишаниң дәвридә Толаһниң нәсәбнамисидә 22600 ләшкири бар, дәп хатириләнгән еди.
I Ch UyCyr 7:3  Уззиниң Йизрахя исимлиқ бир оғли болуп, Йизрахяниң Микаил, Обадия, Йоел вә Йишшия дәп оғуллири бар еди. Йизрахя вә униң төрт оғли җамаәт башлиқлири еди.
I Ch UyCyr 7:4  Уларниң хотун-балилири наһайити көп болғанлиғи үчүн, нәсәбнамисидә җәң қилишқа тәйяр 36000 ләшкири бар, дәп хатириләнгән еди.
I Ch UyCyr 7:5  Иссакар қәбилисиниң җамаәтләр нәсәбнамисидә җәми 87000 ләшкири бар, дәп хатириләнгән еди.
I Ch UyCyr 7:6  Биняминниң Бәла, Бәкәр вә Йидиаел исимлиқ үч оғли бар еди.
I Ch UyCyr 7:7  Бәланиң Әзбон, Уззи, Уззиел, Йиримот вә Ири исимлиқ бәш оғли бар еди. Бу бәш оғул өз җамаитиниң башлиқлири болуп, уларниң нәсәбнамисидә 22034 ләшкири бар, дәп хатириләнгән еди.
I Ch UyCyr 7:8  Бәкәрниң Зимира, Йоаш, Әлиәзәр, Әлйоенай, Омри, Йиремот, Абия, Анатот вә Аләмәт исимлиқ оғуллири бар еди.
I Ch UyCyr 7:9  Уларниң нәсәбнамисидә җамаәт башлиқлиридин сирт 20200 ләшкири бар, дәп хатириләнгән еди.
I Ch UyCyr 7:10  Йидиаелниң Билһан исимлиқ бир оғли бар еди. Билһанниң Йиуш, Бинямин, Еһуд, Кинаана, Зетан, Таршиш вә Ахишахар исимлиқ оғуллири бар еди.
I Ch UyCyr 7:11  Йидиаелниң оғли вә нәврилириниң һәммиси җамаәт башлиқлири болуп, нәсәбнамисидә җәң қилишқа тәйяр 17200 ләшкири бар, дәп хатириләнгән еди.
I Ch UyCyr 7:12  Шуппим вә Хуппим хәлиқлири Ирниң әвлади, Хушим хәлқи болса Ахерниң әвлади еди.
I Ch UyCyr 7:13  Нафталиниң Яхзиел, Гуни, Йезәр вә Шаллум исимлиқ оғуллири бар еди. Улар Яқупниң тоқили Билһаһниң әвлатлиридин еди.
I Ch UyCyr 7:14  Манассә аррамлиқ тоқилидин Асриел вә Макир исимлиқ оғулларни көрди. Макир Гилъадниң атиси еди.
I Ch UyCyr 7:15  Макир Хуппим вә Шуппимға хотун елип бәрди. Макирниң Маака исимлиқ бир сиңлиси бар еди. Зилофхад Макирниң йәнә бир оғли болуп, у пәқәт қиз пәрзәнтла көргән еди.
I Ch UyCyr 7:16  Макирниң хотуни Маака икки оғул туғди. Уларниң исмини Пәрәш вә Шәрәш қойди. Пәрәш Улам вә Рәқәм исимлиқ оғулларни көрди.
I Ch UyCyr 7:17  Уламниң Бидан исимлиқ оғли бар еди. Буларниң һәммиси Гилъадниң әвладидур. Гилъад Макирниң оғли, Макир Манассәниң оғлидур.
I Ch UyCyr 7:18  Гилъадниң сиңлиси Һаммоләкәттин Ишһод, Абиәзәр вә Махлаһ туғулди.
I Ch UyCyr 7:19  Шимиданиң Ахян, Шәкәм, Лиқхи вә Аниам исимлиқ оғуллири бар еди.
I Ch UyCyr 7:20  Әфрайимниң Шутәлах исимлиқ оғли бар еди. (Шутәлахниң оғли Бәрәд, Бәрәдниң оғли Тахат, Тахатниң оғли Әлъада, Әлъаданиң оғли Тахат,
I Ch UyCyr 7:21  Тахатниң оғли Забад, Забадниң оғли Шутәлах еди.) Әфрайимниң Шутәлахтин сирт йәнә Әзәр вә Әлъад исимлиқ оғуллириму бар еди. Улар Гат шәһириниң йәрлик аһалисиниң чарвилирини оғрилимақчи болғанда, гатлиқлар уларни өлтүрүвәткән еди.
I Ch UyCyr 7:22  Уларниң атиси Әфрайим хели күнләргичә һаза тутти. Туққанлири униңға тәсәлла бәргили кәлди.
I Ch UyCyr 7:23  Әфрайим хотуни билән йәнә биллә болди. Хотуни һамилдар болуп, бир оғул туғди. Әфрайим аилисидә йүз бәргән бәхитсизликни ойлап, оғлиниң исмини Бириа (мәнаси «бәхитсизлик») қойди.
I Ch UyCyr 7:24  Әфрайимниң Шәәра исимлиқ бир қизи бар еди. Шәәра Үстүнки Бәйт-Хорон вә Астинқи Бәйт-Хорон шәһәрлирини һәм Узен-Шәәра шәһирини қурған еди.
I Ch UyCyr 7:25  Әфрайимниң йәнә Рәфах исимлиқ бир оғлиму бар еди. Рәфахниң оғли Рәшәф, Рәшәфниң оғли Тәлах, Тәлахниң оғли Тахан,
I Ch UyCyr 7:26  Таханниң оғли Ладан, Ладанниң оғли Аммиһуд, Аммиһудниң оғли Әлишама,
I Ch UyCyr 7:27  Әлишаманиң оғли Нун, Нунниң оғли Йошува еди.
I Ch UyCyr 7:28  Әфрайимниң әвлатлири җәнупта Бәйтәл шәһири вә униң әтрапидики йезилар, шәриқтә Нааран шәһири, ғәриптә Гәзәр шәһири вә униң әтрапидики йезилар, Шәкәм вә униң әтрапидики йезилар вә әң жирақ болғанда Айяһ шәһири вә униң әтрапидики йезиларғичә орунлашқан еди.
I Ch UyCyr 7:29  Манассә зимининиң чегарисида Бәйтшан, Танак, Мигиддо, Дор шәһәрлири вә у шәһәрләрниң әтрапидики йезилар бар еди. Бу җайларда Исраилниң оғли Йүсүпниң әвлатлири яшиған еди.
I Ch UyCyr 7:30  Ашерниң оғуллири төвәндикичә: Йимнаһ, Йишваһ, Йишви вә Бириа. Бу оғулларниң Сәрах исимлиқ бир сиңлисиму бар еди.
I Ch UyCyr 7:31  Бирианиң Хәбәр вә Малкиел исимлиқ оғуллири болуп, Малкиел Бирзайит шәһирини қурған еди.
I Ch UyCyr 7:32  Хәбәрниң Яфлет, Шомер вә Хотам исимлиқ оғуллири бар еди. Бу оғулларниң Шуа исимлиқ бир қиз қериндиши бар еди.
I Ch UyCyr 7:33  Яфлетниң Пасак, Бимһал вә Ашват исимлиқ оғуллири бар еди.
I Ch UyCyr 7:34  Шомерниң Ахи, Роһага, Йихубба вә Аррам исимлиқ оғуллири бар еди.
I Ch UyCyr 7:35  Шомерниң иниси Һеләмниң Зофах, Йимна, Шеләш вә Амал исимлиқ оғуллири бар еди.
I Ch UyCyr 7:36  Зофахниң Сувах, Харнәфәр, Шуал, Бәри, Йимраһ,
I Ch UyCyr 7:37  Бәзәр, Һод, Шамма, Шилшаһ, Йитран вә Биера исимлиқ оғуллири бар еди.
I Ch UyCyr 7:38  Йәтәрниң Йифуннә, Писпаһ вә Ара исимлиқ оғуллири бар еди.
I Ch UyCyr 7:39  Улланиң Арах, Ханниел вә Ризя исимлиқ оғуллири бар еди.
I Ch UyCyr 7:40  Ашер әвлатлири мана мошулардин ибарәт болуп, улар җамаәт башлиқлири, батур, пишқан җәңчиләр, көзгә көрүнгән йолбашчилар еди. Ашер қәбилисиниң нәсәбнамисидә җәң қилишқа тәйяр 26000 җәңчиси бар еди, дәп хатириләнгән еди.
Chapter 8
I Ch UyCyr 8:1  Биняминниң тунҗа оғли Бәла, иккинчиси Ашбел, үчинчиси Ахрах,
I Ch UyCyr 8:2  төртинчиси Нохаһ, бәшинчиси Рафа еди.
I Ch UyCyr 8:3  Бәланиң оғуллири: Аддар, Гера, Абихуд,
I Ch UyCyr 8:6  Ехудниң Нааман, Ахия вә Гера исимлиқ оғуллири болуп, улар Гәба шәһири аһалисиниң җамаәт башлиқлири еди. Гәба аһалиси Манахатқа сүргүн қилинғанда, Гера хәлиқни башлап кәткән еди. Гераниң Узза вә Ахихуд исимлиқ оғуллири бар еди.
I Ch UyCyr 8:7  Ехудниң Нааман, Ахия вә Гера исимлиқ оғуллири болуп, улар Гәба шәһири аһалисиниң җамаәт башлиқлири еди. Гәба аһалиси Манахатқа сүргүн қилинғанда, Гера хәлиқни башлап кәткән еди. Гераниң Узза вә Ахихуд исимлиқ оғуллири бар еди.
I Ch UyCyr 8:8  Шахарайим хотунлири Хушим вә Баарани қоювәткәндин кейин, Моаб зиминида оғул пәрзәнтләр көргән еди.
I Ch UyCyr 8:9  Униң Ходәш исимлиқ хотуни униңға Йобаб, Зибя, Меша, Малкам,
I Ch UyCyr 8:10  Йиуз, Сакияһ вә Мирмаһ дегән оғулларни туғуп бәрди. Шахарайимниң бу оғуллири җамаәт башлиқлири еди.
I Ch UyCyr 8:11  Шахарайимниң Хушимдин туғулған Абитуб вә Әлпаал исимлиқ оғуллириму бар еди.
I Ch UyCyr 8:12  Әлпаалниң Ебәр, Мишъам, Шәмәд, Бириа вә Шәма исимлиқ оғуллири бар еди. Шәмәд Оно билән Лод шәһирини вә уларниң әтрапидики йезиларни қурған еди. Бириа вә Шәма Айялон шәһири аһалисиниң җамаәт башлиқлири болуп, Гат аһалисини у йәрдин қоғләвәткән еди.
I Ch UyCyr 8:13  Әлпаалниң Ебәр, Мишъам, Шәмәд, Бириа вә Шәма исимлиқ оғуллири бар еди. Шәмәд Оно билән Лод шәһирини вә уларниң әтрапидики йезиларни қурған еди. Бириа вә Шәма Айялон шәһири аһалисиниң җамаәт башлиқлири болуп, Гат аһалисини у йәрдин қоғләвәткән еди.
I Ch UyCyr 8:14  Бирианиң оғуллири: Ахйо, Шашақ, Йиремот,
I Ch UyCyr 8:17  Әлпаалниң оғуллири: Зибадя, Мишуллам, Хизқи, Хәбәр,
I Ch UyCyr 8:18  Йишмирай, Йизлиа вә Йобаб.
I Ch UyCyr 8:19  Шимъиниң оғуллири: Яқим, Зикри, Забди,
I Ch UyCyr 8:22  Шашақниң оғуллири: Йишпан, Ебәр, Әлиел,
I Ch UyCyr 8:26  Йирохамниң оғуллири: Шамширай, Шихаря, Аталя,
I Ch UyCyr 8:28  Жуқуридикиләрниң һәммиси җамаәт башлиқлири вә йолбашчилар болуп, уларниң исимлири өз җамаитиниң нәсәбнамисидә хатириләнгән еди. Улар Йерусалимда яшатти.
I Ch UyCyr 8:29  Йииел Гибъон шәһирини қуруп, шу йәргә орунлашти. Униң аялиниң исми Маака болуп,
I Ch UyCyr 8:30  тунҗа оғлиниң исми Абдон, кейинкилирниң исми Зур, Киш, Баал, Нер, Надаб,
I Ch UyCyr 8:32  вә Миқлот еди. Миқлот болса Шимъаһниң атиси еди. Уларму Йерусалимда өз туққанлириниң йенида яшиди.
I Ch UyCyr 8:33  Нер Кишниң атиси, Киш Саул падишаниң атиси еди. Саул падишаниң Йонатан, Малкишува, Абинадаб вә Әшбаал исимлиқ оғуллири бар еди.
I Ch UyCyr 8:34  Йонатан Мириб-Баалниң атиси, Мириб-Баал Микаһниң атиси еди.
I Ch UyCyr 8:35  Микаһниң Питон, Мәләк, Тарея вә Ахаз исимлиқ оғуллири бар еди.
I Ch UyCyr 8:36  Ахаздин Ядаһ төрәлди. Йиһоаддадин Аләмәт, Азмавәт вә Зимри төрәлди. Зимридин Моза төрәлди.
I Ch UyCyr 8:37  Мозадин Бинъа төрәлди, Бинъадин Рафаһ төрәлди, Рафаһтин Әлъаса төрәлди, Әлъасадин Азел төрәлди.
I Ch UyCyr 8:38  Азелниң алтә оғли болуп, уларниң исимлири Азриқам, Бокиру, Исмаил, Шиаря, Обадия вә Ханан еди. Буларниң һәммиси Азелниң оғуллири еди.
I Ch UyCyr 8:39  Азелниң иниси Ешәқниң үч оғли болуп, тунҗиси Улам, иккинчиси Йиуш, үчинчиси Әлифәләт еди.
I Ch UyCyr 8:40  Уламниң оғуллири батур җәңчи вә мәргән оқ-ячилар еди. Уларниң нурғун оғуллири вә нәврилири болуп, җәми 150 киши еди. Мана буларниң һәммиси Биняминниң әвлатлиридур.
Chapter 9
I Ch UyCyr 9:1  Шундақ қилип, пүткүл исраил хәлқи нәсәбнамидә хатирилинип, «Исраил падишалири китавиға» киргүзүлгән еди. Йәһудийә хәлқи Пәрвәрдигарға вапасизлиқ қилғанлиғи үчүн, Бабилға сүргүн қилинған еди.
I Ch UyCyr 9:2  Әң авал роһанийлар, лавийлар, ибадәтхана хизмәткарлири вә башқа исраиллар қайтип келип, өз шәһәрлиригә олтирақлашти.
I Ch UyCyr 9:3  Йәһуда, Бинямин, Әфрайим вә Манассә қәбилилириниң бир қисимлири Йерусалимда олтирақлашти.
I Ch UyCyr 9:4  Буларниң ичидә Йәһуданиң оғли Пәрәсниң әвладидин болған Утайму бар еди. Утай Аммиһудниң оғли, Аммиһуд Омриниң оғли, Омри Имриниң оғли, Имри Баниниң оғли еди.
I Ch UyCyr 9:5  Қайтип кәлгән Шелаһниң әвлатлири: Шелаһниң тунҗа оғли Асая вә униң оғуллири.
I Ch UyCyr 9:6  Зәрахниң әвлади: Йиуел. Йәһуда қәбилисидин қайтип кәлгәнләр җәми 690 киши еди.
I Ch UyCyr 9:7  Бинямин қәбилисидин: Мишулламниң оғли Саллу, (Мишуллам Һодавяниң оғли, Һодавя Һассинуаниң оғли еди.) Йирохамниң оғли Йибнея, Уззиниң оғли, йәни Микриниң нәвриси Әлаһ, Шифатяниң оғли Мишуллам, (Шифатя Риуелниң оғли, Риуел Йибнияниң оғли еди.)
I Ch UyCyr 9:8  Бинямин қәбилисидин: Мишулламниң оғли Саллу, (Мишуллам Һодавяниң оғли, Һодавя Һассинуаниң оғли еди.) Йирохамниң оғли Йибнея, Уззиниң оғли, йәни Микриниң нәвриси Әлаһ, Шифатяниң оғли Мишуллам, (Шифатя Риуелниң оғли, Риуел Йибнияниң оғли еди.)
I Ch UyCyr 9:9  Бинямин қәбилисидин нәсәбнамигә 956 киши киргән болуп, уларниң һәммиси җамаәт башлиқлири еди.
I Ch UyCyr 9:10  Йерусалимға қайтип кәлгән роһанийлар: Йидая, Йиһояриб, Якин вә
I Ch UyCyr 9:11  Худаниң ибадәтханисиниң баш ғоҗидари Азаря. Азаря Хилқияниң оғли, Хилқия Мишулламниң оғли, Мишуллам Задоқниң оғли, Задоқ Мирайотниң оғли, Мирайот Ахитубниң оғли еди.
I Ch UyCyr 9:12  Йирохамниң оғли Адая (Йирохам Пашхурниң оғли, Пашхур Малкияниң оғли еди) вә Адиелниң оғли Масайму (Адиел Яхзераниң оғли, Яхзера Мишулламниң оғли, Мишшулам Мишиллемитниң оғли, Мишиллемит Иммерниң оғли еди) қайтип кәлгән еди.
I Ch UyCyr 9:13  Җамаәт башлиқлири болуп, җәми 1760 роһаний қайтип кәлди. Улар Худаниң ибадәтханисида хизмәт қилишқа қабилийәтлик кишиләр еди.
I Ch UyCyr 9:14  Йерусалимға қайтип кәлгән лавийлар: Хашшубниң оғли Шимая. (Хашшуб Азриқамниң оғли, Азриқам мирарилардин болған Хашабяниң оғли еди.)
I Ch UyCyr 9:15  Бақбаққар, Хәрәш, Галал вә Маттаняму қайтип кәлгән еди. Маттаня Миканиң оғли, Мика Зикриниң оғли, Зикри Асафниң оғли еди.
I Ch UyCyr 9:16  Шимаяниң оғли Обадия (Шимая Галалниң оғли, Галал Йидутунниң оғли еди) вә Асаниң оғли Бәрәкя қайтип кәлгән еди. Бәрәкя Әлқананиң нәвриси болуп, Нитофаниң йезилирида яшиған еди.
I Ch UyCyr 9:17  Йерусалимға қайтип кәлгән ибадәтхана дәрвазивәнлири төвәндикичә: Шаллум, Аққуб, Талмон, Ахиман вә уларниң уруқ-туққанлири. Шаллум уларниң башлиғи еди.
I Ch UyCyr 9:18  Улар бүгүнгә қәдәр шәриқ тәрәптики падиша дәрвазисида муһапизәтчилик қилмақта. Лавийларниң қараргаһиға қарайдиған дәрвазивәнләрму шулардиндур.
I Ch UyCyr 9:19  Әбясафниң нәвриси, Қорениң оғли Шаллум вә униң Кораһ җамаитидин болған қериндашлири ибадәтханида муһапизәтчилик қилатти, уларниң ата-бовилириму бурун Пәрвәрдигарниң қараргаһиниң кириш еғизида муһапизәтчилик қилған еди.
I Ch UyCyr 9:20  Әлъазарниң оғли Пинихас бурун уларға башлиқ болған еди, Пәрвәрдигар униңға яр еди.
I Ch UyCyr 9:21  Мишәләмяниң оғли Зикирия ибадәтханиниң дәрвазисида муһапизәтчилик қилған еди.
I Ch UyCyr 9:22  Кириш еғизи билән дәрвазиға қарашқа җәми 212 киши талланған еди. Нәсәбнамидә улар өзлири туридиған йезилар бойичә хатириләнгән еди. Давут падиша билән Самуил пәйғәмбәр бу муһим вәзипини уларниң әҗдатлириға тапшурған еди.
I Ch UyCyr 9:23  Улар вә уларниң әвлатлири Пәрвәрдигарниң ибадәтханисиниң дәрвазисида давамлиқ муһапизәтчилик қилип кәлди.
I Ch UyCyr 9:24  Һәммә тәрәпкә, йәни шәриқ, ғәрип, шимал вә җәнуп тәрәптики дәрвазилириниң һәрбиригә дәрвазивәнләр қоюлған еди.
I Ch UyCyr 9:25  Бу муһапизәтчиләргә өз йезисидики туққанлири ярдәмлишип, новәт билән йәттә күндин қаратти.
I Ch UyCyr 9:26  Төрт нәпәр дәрвазивәнләр башлиғи лавийлардин болуп, улар Худаниң ибадәтханисиниң һоҗрилири вә ғәзнилиригә қарашқа җавапкәр еди.
I Ch UyCyr 9:27  Улар ибадәтханини муһапизәт қилишқа, шундақла һәр күни сәһәрдә ибадәтхана дәрвазилирини ечишқа җавапкәр болғачқа, түнни ибадәтханиниң әтрапида өткүзәтти.
I Ch UyCyr 9:28  Бәзи лавийлар ибадәткә ишлитидиған буюмларға қарашқа җавапкәр еди. Һәр қетим бу буюмларни елип чиқип, әкирип қойғанда улар санини алатти.
I Ch UyCyr 9:29  Йәнә бир қисим лавийлар ибадәтханиниң муқәддәс җайидики нәрсиләргә, башқа буюмларға вә ун, шарап, зәйтун йеғи, исриқ, хушбой мадда қатарлиқларға қаратти.
I Ch UyCyr 9:30  Хушбой маддиларни тәңшәп муқәддәс яғни ясаш роһанийларниң иши еди.
I Ch UyCyr 9:31  Лавийларниң Кораһ җамаитидин болған Шаллумниң тунҗа оғли Маттитя Худаға аталған нанларни пиширишқа җавапкәр еди.
I Ch UyCyr 9:32  Қоһат җамаитидикиләрдин бәзилири һәр дәм елиш күни ибадәтханида Пәрвәрдигарға аталған нанларни тәйярлашқа җавапкәр еди.
I Ch UyCyr 9:33  Лавийларниң бир қисим җамаәт башлиқлири ибадәтханиниң саз челиш ишлириға җавапкәр еди. Улар ибадәтханиниң һоҗрилирида туратти. Улар кечә-күндүз саз челишқа җавапкәр болғанлиғи үчүн, башқа иш қилматти.
I Ch UyCyr 9:34  Жуқурида исимлири тилға елинған лавийлар нәсәбнамидә җамаәт башлиқлири, дәп хатириләнгән еди. Улар Йерусалимда туратти.
I Ch UyCyr 9:35  Йииел Гибъон шәһирини қуруп, шу йәргә орунлашти. Униң аялиниң исми Маака болуп,
I Ch UyCyr 9:36  тунҗа оғлиниң исми Абдон, кейинкилирниң исми Зур, Киш, Баал, Нер, Надаб,
I Ch UyCyr 9:37  Гидор, Ахйо, Зикирия вә Миқлот еди.
I Ch UyCyr 9:38  Миқлот болса Шимъамниң атиси еди. Уларниң һәммиси Йерусалимда өз туққанлириниң йенида яшиди.
I Ch UyCyr 9:39  Нер Кишниң атиси, Киш Саул падишаниң атиси еди. Саул падишаниң Йонатан, Малкишува, Абинадаб вә Әшбаал исимлиқ оғуллири бар еди.
I Ch UyCyr 9:40  Йонатан Мириб-Баалниң атиси, Мириб-Баал Микаһниң атиси еди.
I Ch UyCyr 9:41  Микаһниң Питон, Мәләк, Тахрея вә Ахаз исимлиқ оғуллири бар еди.
I Ch UyCyr 9:42  Ахаз Ядаһниң атиси еди. Ядаһтин Аләмәт, Азмавәт вә Зимри төрәлди. Зимридин Моза төрәлди,
I Ch UyCyr 9:43  Мозадин Бинъа төрәлди, Бинъадин Рифая төрәлди, Рифаядин Әлъаса төрәлди, Әлъасадин Азел төрәлди.
I Ch UyCyr 9:44  Азелниң алтә оғли болуп, уларниң исимлири Азриқам, Бокиру, Исмаил, Шиаря, Обадия вә Ханан еди. Булар Азелниң оғуллиридур.
Chapter 10
I Ch UyCyr 10:1  Филистийәликләр исраиллар билән җәң қилишти. Нурғун исраиллар Гилбова теғида қаза болди, қалғанлири филистийәликләрдин қачти.
I Ch UyCyr 10:2  Филистийәликләр Саул билән униң оғуллириниң арқисидин қоғлап, ахири Саулниң оғуллиридин Йонатан, Абинадаб, Малкишуваларни өлтүрди.
I Ch UyCyr 10:3  Саулниң әтрапида җәң овҗ алди. Шу пәйттә Саул дүшмән оқ-ячилири тәрипидин етилип, яриландурулди.
I Ch UyCyr 10:4  Саул өзиниң қурал-ярақ көтәргүчисигә: — Қиличиңни суғур, мени өлтүрүвәт, әву хәтнисизләр келип, мени хорлимисун, — деди. Қурал-ярақ көтәргүчи қаттиқ қорқуп кәткинидин ундақ қилишқа унимиди. Саул өзиниң қиличини суғирип чиқирип, өзини қилич үстигә ташлиди.
I Ch UyCyr 10:5  Қурал-ярақ көтәргүчи Саулниң өлгәнлигини көрүп, уму өзини қиличи үстигә ташлап өлди.
I Ch UyCyr 10:6  Шуниң билән Саул, униң үч оғли вә пүтүн нәсли бирақла һалак болди.
I Ch UyCyr 10:7  Йизриәл җилғисида туруватқан пүтүн исраиллар Исраил ләшкәрлириниң қачқанлиғини, Саул вә униң оғуллириниң өлгәнлигини көрүп, шәһәрлирини ташлап қачти. Андин филистийәликләр келип у шәһәрләргә олтирақлишип қалди.
I Ch UyCyr 10:8  Әтиси филистийәликләр өлтүрүлгәнләрниң кийим-кечәклирини салдурувелишқа кәлгәндә, Саул билән униң оғуллириниң Гилбова теғида өлүк һалда ятқанлиғини көрүп,
I Ch UyCyr 10:9  Саулниң савут-дубулғилирини салдурувелип, андин каллисини кесивалди. Филистийәликләр өз зимининиң һәр тәрипигә чапармәнләрни әвәтип, өз бутханилириға вә хәлиққә хуш хәвәрни йәткүзди.
I Ch UyCyr 10:10  Улар Саулниң савут-дубулғилирини өз илаһлириниң бутханисиға қоюп, каллисини Дагон дегән илаһниң бутханисиға миқлап қойди.
I Ch UyCyr 10:11  Гилъадтики Ябеш шәһириниң аһалиси филистийәликләрниң Саулға қилған һәммә ишлирини аңлиғандин кейин,
I Ch UyCyr 10:12  уларниң ичидики һәммә батурлар атлинип, Саул билән униң оғуллириниң җәсәтлирини Ябешқа қайтуруп әкәтти. Андин сүйәкләрни Ябештики чоң дәрәқниң түвигә дәпнә қилип, йәттә күн роза тутти.
I Ch UyCyr 10:13  Саул Пәрвәрдигарға қилған вапасизлиғи үчүн һалак болди. У Пәрвәрдигарниң буйруған әмригә риайә қилмиди. Һәтта Пәрвәрдигардин йол соримай, әрва чақиралайдиған бахши аялдин мәслиһәт сориған еди. Шуниң үчүн Пәрвәрдигар уни өлтүрүп, падишалиғини Йишайниң оғли Давутқа бәрди.
I Ch UyCyr 10:14  Саул Пәрвәрдигарға қилған вапасизлиғи үчүн һалак болди. У Пәрвәрдигарниң буйруған әмригә риайә қилмиди. Һәтта Пәрвәрдигардин йол соримай, әрва чақиралайдиған бахши аялдин мәслиһәт сориған еди. Шуниң үчүн Пәрвәрдигар уни өлтүрүп, падишалиғини Йишайниң оғли Давутқа бәрди.
Chapter 11
I Ch UyCyr 11:1  Шуниңдин кейин пүтүн Исраил хәлқи Һибронға келип, Давутниң қешиға жиғилди. Улар Давутқа: — Қарисила, биз силиниң җанҗигәр туққанлири болимиз.
I Ch UyCyr 11:2  Бурун Саул бизгә падиша болған вақтидиму, сили урушларда исраил хәлқигә башчилиқ қилған едилә. Пәрвәрдигарлири болған Худаму силигә: «Сән худди бир падичи өз қойлириниң һалидин хәвәр алғандәк, Мениң хәлқим болған исраилларниң һалидин хәвәр алисән вә уларға башчи болисән» дегән еди, — деди.
I Ch UyCyr 11:3  Шундақ қилип, Давут Һибронда исраилларниң барлиқ ақсақаллири билән «Пәрвәрдигар гува болсун», дәп келишим түзди. Улар Пәрвәрдигарниң Самуил арқилиқ вәдә қилғини бойичә Давутниң бешиға яғ қуюп, уни Исраилға падиша қилди.
I Ch UyCyr 11:4  Давут падиша вә пүтүн исраил хәлқи Йерусалим шәһиригә кәлди. У чағда Йерусалим Йибус дәп аталған болуп, у йәрниң хәлқи йибуслар еди.
I Ch UyCyr 11:5  Йибуслар Давутқа: — Сән бу йәргә кирәлмәйсән, — деди. (Кейин Давут Сион қорғинини һуҗум қилип алди вә бу қорғанға «Давут шәһири» дәп нам бәрди.)
I Ch UyCyr 11:6  Давут өз адәмлиригә: — Кимки биринчи болуп йибусларға һуҗум қилса, шу адәм ләшкәрлиримниң беши вә командани болиду, — деди. Зируя исимлиқ аялниң оғли Йоаб биринчи болуп һуҗум қилип, ләшкәрләрниң беши болди.
I Ch UyCyr 11:7  Шундақ қилип, Давут қорғанни егиләп, у йәрдә туруп қалди. Шуниң билән, бу қорған «Давут шәһири» дәп аталди.
I Ch UyCyr 11:8  Давут шәһәрни тиндурулған йәрдин башлап төрт әтрапидики сепилиғичә кәңәйтип қурди. Шәһәрниң қалған қисмини Йоаб түзәтти.
I Ch UyCyr 11:9  Давут күндин-күнгә күчәйди. Қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар униңға яр еди.
I Ch UyCyr 11:10  Төвәндикиләр Давутниң ләшкәрлири ичидики баһадирлар еди. Улар пүткүл исраил хәлқи билән бирликтә Пәрвәрдигарниң исраил һәққидә ейтқан сөзи бойичә Давутни падиша қилғанлар һәм униң падишалиғиға күчлүк мәдәт бәргәнләрдур.
I Ch UyCyr 11:11  Давутниң ләшкәрлири ичидики баһадирлар төвәндикиләрдин ибарәт: Биринчиси хакмонилиқ Яшобъам болуп, у «Үч баһадирниң» беши еди. У бир қетимлиқ җәңдә нәйзиси билән үч йүз адәмни өлтүриду.
I Ch UyCyr 11:12  «Үч баһадирниң» иккинчиси Аховах уруғидин болған Додониң оғли Әлъазар еди.
I Ch UyCyr 11:13  Филистийәликләр җәң қилиш үчүн Пасдаммимға жиғилғанда, у Давут билән биргә арпилиқта болуп, исраил ләшкәрлири бу чағда филистийәликләрдин қечип кетиду.
I Ch UyCyr 11:14  Давут билән Әлъазар болса һелиқи етизлиқниң оттурисида чиң туруп, филистийәликләрни қириветиду вә етизлиқниму қоғдап қалиду. Шуниң билән Пәрвәрдигар исраилларға зор ғалибә ата қилиду.
I Ch UyCyr 11:15  Бир қетим Давутниң ләшкәрлири арисида «Оттуз баһадир» дәп аталған баһадирлардин «Үч баһадир» Давут билән көрүшүш үчүн «Адуллам» дегән ғарниң әтрапидики қорам ташниң йениға бариду. Давут тағдики шу ғарда паналиниватқан еди. Бу чағда филистийәлик ләшкәрләрниң бир қаравул отряди Рафайим җилғисида баргаһ қуриду, йәнә бир қисим филистийәликләр болса Бәйтләһәмни егиләвалиду.
I Ch UyCyr 11:16  Бир қетим Давутниң ләшкәрлири арисида «Оттуз баһадир» дәп аталған баһадирлардин «Үч баһадир» Давут билән көрүшүш үчүн «Адуллам» дегән ғарниң әтрапидики қорам ташниң йениға бариду. Давут тағдики шу ғарда паналиниватқан еди. Бу чағда филистийәлик ләшкәрләрниң бир қаравул отряди Рафайим җилғисида баргаһ қуриду, йәнә бир қисим филистийәликләр болса Бәйтләһәмни егиләвалиду.
I Ch UyCyr 11:17  Давут тәшналиқ билән: — Бирәрси маңа Бәйтләһәмниң дәрвазиси йенидики қудуқтин су әкелип бәргән болса еди! — дәйду.
I Ch UyCyr 11:18  Һелиқи «Үч баһадир» филистийәликләрниң баргаһидин бесип өтүп, Бәйтләһәмниң дәрвазиси йенидики қудуқтин су тартип елип, суни Давутқа әкелип бериду. Лекин Давут суни ичишни халимай, уни Пәрвәрдигарға атап йәргә төкүветиду һәм:
I Ch UyCyr 11:19  — Худайим, мени бу суни ичиштин сақлиғайсән. Бу су һаятини өлүмгә тикип қоюп, су алғили барған «Үч баһадирниң» қенидәк қиммәтлик әмәсму? — дәйду вә шу сәвәплик суни ичиштин баш тартиду. Мана бу «Үч баһадирниң» көрсәткән җасурлуқлиридур.
I Ch UyCyr 11:20  Йоабниң акиси Абишай «Оттуз баһадирниң» беши еди. У нәйзисини көтирип жүрүп, бир қетимлиқ урушта үч йүз адәмни өлтүриду вә «Үч баһадирдәк» шөһрәткә еришиду.
I Ch UyCyr 11:21  У «Оттуз баһадирниң» ичидики әң даңлиғи болуп, уларниң беши еди. Бирақ у «Үч баһадирниң» ичидә әмәс еди.
I Ch UyCyr 11:22  Йиһояданиң оғли қабзиеллиқ Биная җасур җәңчи болуп, нурғун чоң ишларни қилиду. У моабларниң күчлүк ләшкиридин иккини өлтүриду. Қар яққан бир күни у ориға чүшүп, бир ширни өлтүриду.
I Ch UyCyr 11:23  У йәнә бойиниң егизлиги икки йерим метр келидиған бир мисирлиқни өлтүриду. У мисирлиқниң қолида бир нәйзә болуп, нәйзисиниң дәстиси рәхт тоқуйдиған дәстигаһниң оқидәк йоған еди. Биная мисирлиқниң йениға калтәк биләнла һуҗум қилип берип, униң қолидики нәйзисини тартивелип, әшу нәйзә билән уни өлтүриду.
I Ch UyCyr 11:24  Булар Йиһояданиң оғли Бинаяниң қилған ишлиридур. Шуңа уму «Үч баһадирдәк» шөһрәткә еришиду.
I Ch UyCyr 11:25  Униң даңқи «Оттуз баһадирниңкидин» үстүн болсиму, бирақ «Үч баһадирниң» ичидә әмәс еди. Давут Бинаяни муһапизәтчиләр башлиғи қилиду.
I Ch UyCyr 11:26  Төвәндикиләрму Давутниң баһадирлиридин еди: Йоабниң иниси Асаел, Додониң оғли бәйтләһәмлик Әлханан,
I Ch UyCyr 11:27  һарорлуқ Шаммот, пелонлуқ Хәләз,
I Ch UyCyr 11:28  Иққешниң оғли тиқовалиқ Ира, анатотлуқ Абиәзәр,
I Ch UyCyr 11:29  хушаһлиқ Сиббикай, аховахлиқ Илай,
I Ch UyCyr 11:30  нитофалиқ Маһрай, Баананиң оғли нитофалиқ Хеләд,
I Ch UyCyr 11:31  Бинямин қәбилисидин болған гибъаһлиқ Рибайниң оғли Итай, пиръатонлуқ Биная,
I Ch UyCyr 11:32  Гааш сайлиғидин кәлгән Хурай, арабалиқ Абиел,
I Ch UyCyr 11:33  бахуримлиқ Азмавәт, шаалбимлиқ Әляхба,
I Ch UyCyr 11:34  гизонлуқ Һашемниң оғуллири, Шагениң оғли һарарлиқ Йонатан,
I Ch UyCyr 11:35  Сакарниң оғли һарарлиқ Ахиам, Урниң оғли Елифал,
I Ch UyCyr 11:36  микералиқ Хефәр, пелонлуқ Ахия,
I Ch UyCyr 11:37  кармәллик Хәзро, Әзбаниң оғли Наарай,
I Ch UyCyr 11:38  Натанниң иниси Йоел, Һагриниң оғли Мибхар,
I Ch UyCyr 11:39  аммонлардин болған Зәләқ, бәәротлуқ Нахрай (Нахрай Зируяниң оғли Йоабниң ярақ көтәргүчиси еди),
I Ch UyCyr 11:40  Йитрилардин болған Ира билән Гареб,
I Ch UyCyr 11:41  хитлардин болған Урия, Ахлайниң оғли Забад,
I Ch UyCyr 11:42  Шизаниң оғли һәм Рубен қәбилисиниң йетәкчиси болған Адина вә униң оттуз ләшкири,
I Ch UyCyr 11:43  Мааканиң оғли Ханан, митанлиқ Йошафат,
I Ch UyCyr 11:44  аштаротлуқ Уззия, ароерлиқ Хотамниң оғуллири Шама билән Йииел,
I Ch UyCyr 11:45  Шимриниң оғли Йидиаел билән униң иниси тизлиқ Йоха,
I Ch UyCyr 11:46  махавилиқ Әлиел, Әлнаамниң оғуллири Йириба билән Йошавя, моаблиқ Йитмаһ,
I Ch UyCyr 11:47  Әлиел, Обед вә мизобаялиқ Яасиел.
Chapter 12
I Ch UyCyr 12:1  Давут Кишниң оғли Саул падишадин өзини қачуруп Зиқлақта мөкүнүвалғанда, Давутниң җәң қилишиға ярдәм бериш үчүн баһадирлардин бир түркүм адәмләр келишти.
I Ch UyCyr 12:2  Улар оң қоли биләнму, сол қоли биләнму оқ-я вә салға етишқа маһир болған Бинямин қәбилисидин, йәни Саулниң җамаитидин еди.
I Ch UyCyr 12:3  Уларниң беши болған Ахиәзәр вә Йоашлар гибъаһлиқ Шимааниң оғуллири еди. Улардин кейин Азмавәтниң оғуллири Йизиел билән Пәләт, Бирака, анатотлуқ Йеһу вә
I Ch UyCyr 12:4  гибъонлуқ Йишмая еди. Йишмая «Оттуз баһадир» җәңчиниң бири болуп, уларниң йетәкчиси еди. Йәнә Йәрәмия, Яхазиел, Йоханан, гидералиқ Йозабад,
I Ch UyCyr 12:5  Әлузай, Йиримот, Биаля, Шимаря, харуфлуқ Шифатя,
I Ch UyCyr 12:6  кораһлардин болған Әлқана, Йишшия, Азаръел, Йоәзәр билән Яшобъам,
I Ch UyCyr 12:7  йәнә гидорлуқ Йирохамниң оғуллири Йоела билән Зибадя бар еди.
I Ch UyCyr 12:8  Гад қәбилисидин урушқа маһир батур җәңчиләр Давут тәрәпкә өтмәкчи болуп, униң қақаслиқтики ғариға барди. Улар қалқан вә нәйзә ишлитишкә маһир болуп, уларниң қияпити худди ширға, жүгриши гоя тағ үстидики җәрәнгә охшатти.
I Ch UyCyr 12:9  Уларниң беши Әзәр, иккинчиси Обадия, үчинчиси Әлиаб,
I Ch UyCyr 12:10  төртинчиси Мишманна, бәшинчиси Йәрәмия,
I Ch UyCyr 12:11  алтинчиси Аттай, йәттинчиси Әлиел,
I Ch UyCyr 12:12  сәккизинчиси Йоханан, тоққузинчиси Әлзабад,
I Ch UyCyr 12:13  онинчиси Йәрәмия, он биринчиси Макбаннай еди.
I Ch UyCyr 12:14  Бу Гад қәбилисидин болғанлар қошунниң башлири болуп, әң аҗизлири йүз адәмгә, әң күчлүклири миң адәмгә башчилиқ қилатти.
I Ch UyCyr 12:15  Әтиязда Иордан дәриясидики сулар көпийип қирғақлиридин ташқанда, дәриядин өтүп, җилғиниң шәрқи вә ғәрбидики кишиләрни қоғлавәткәнләр дәл мошу адәмләр еди.
I Ch UyCyr 12:16  Бинямин билән Йәһуда қәбилилиридин бир қисим кишиләр ғарда туридиған Давутниң йениға келишти.
I Ch UyCyr 12:17  Давут сиртқа чиқип уларни күтүвалди һәм: — Силәр әгәр течлиқ үчүн маңа ярдәм беришкә кәлгән болсаңлар, мән силәр билән бир нийәттидурмән. Әгәр силәр мәндәк бир гунасизни дүшмәнлиримгә сатмақчи болуп кәлгән болсаңлар, ата-бовилиримиз етиқат қилип кәлгән Худа буни көрүп һөкүм чиқарсун, — деди.
I Ch UyCyr 12:18  Шу чағда Худаниң Роһи һелиқи «Оттуз баһадирниң» беши Амасайға чүшти. Амасай: — Әй Давут, биз саңа тәәллуқмиз, әй Йишайниң оғли, сән билән биллидурмиз! Саңа вә саңа ярдәм қилғанларғиму теч-аманлиқ яр болғай! Чүнки сениң Худайиң саңа ярдәм қилғучидур, — деди. Шуниң билән Давут уларни қобул қилип, уларни ләшкәрләрниң башлиқлири қилип тайинлиди.
I Ch UyCyr 12:19  Давут филистийәликләр билән бирликтә Саулға қарши урушқа атланғанда, Манассә қәбилисиниң бәзилири Давут тәрәпкә өтти. (Лекин ахирида филистийәликләр Давутниң ярдимини қобул қилмиди, чүнки филистийәликләрниң бәглири мәслиһәтлишип: «Әгәр Давут өз ғоҗайини Саул тәрәпкә өтүвалса, бешимиз кетиду!» дәп уларни қайтурувәтти.)
I Ch UyCyr 12:20  Давут Зиқлаққа қайтип маңғанда, униңға Манассә қәбилисидин қошулувалғанларниң исимлири төвәндикичә: Аднах, Йозабад, Йидиаел, Микаил, Йозабад, Әлиһу вә Зиллитай. Буларниң һәммиси Манассә қәбилисиниң миңбашлири еди.
I Ch UyCyr 12:21  Улар Давутниң қарақчиларға қарши урушиға ярдәм қилди, чүнки уларниң һәммиси батур җәңчиләр еди. Улар кейин Давут қошуниниң башлириға айланди.
I Ch UyCyr 12:22  Давутқа ярдәм бәргили кәлгәнләр күндин-күнгә униң қошуниға қошулуп, униң қошуни худди Худаниң қошунидәк бүйүк бир қошунға айланған еди.
I Ch UyCyr 12:23  Пәрвәрдигарниң вәдә қилғини бойичә Саулниң падишалиғини Давутқа елип бериш үчүн униңға қошулмақ болуп Һибронға кәлгән қураллиқ ләшкәрниң санлири төвәндикичә:
I Ch UyCyr 12:24  Йәһуда қәбилисидин қалқан вә нәйзә билән қуралланған 8006 җәңчи.
I Ch UyCyr 12:25  Шимон қәбилисидин 1007 батур җәңчи.
I Ch UyCyr 12:26  Лавий қәбилисидин 4600 җәңчи болуп,
I Ch UyCyr 12:27  уларниң ичидә Һарунларниң җамаәт башлиғи болған Йиһояда вә униң 3700 адими, шундақла
I Ch UyCyr 12:28  яш батур Задоқ вә униң җамаитидин кәлгән 22 ләшкәр бешиму бар еди.
I Ch UyCyr 12:29  Бинямин қәбилисидин Саулниң уруқ-туққанлиридинму 3000 җәңчи, буларниң көпинчиси шу вақитқичә Саул җамаитигә садиқ болуп кәлгән еди.
I Ch UyCyr 12:30  Әфрайим қәбилисидин 20800 җәңчи, булар өз җамаәтлиридә йүз-аброй тапқан батур җәңчиләр еди.
I Ch UyCyr 12:31  Манассә қәбилисиниң ғәрбий йеримидин 18000 җәңчи. Улар Давутни падиша қилиш үчүн алайтән таллинип кәлгән еди.
I Ch UyCyr 12:32  Иссакар қәбилисидин вәзийәтни чүшинидиған, исраилларниң қандақ қилиши керәклигини билидиған 200 башчи билән уларниң қол астидики уруқ-туққанлири.
I Ch UyCyr 12:33  Зәбулун қәбилисидин җәңгә тәйяр 50000 җәңчи. Улар һәрхил қурал-ярақлар билән җәңгә тәйярланған болуп, Давутқа пүтүн вуҗуди билән ярдәм қилмақчи еди.
I Ch UyCyr 12:34  Нафтали қәбилисидин 1000 ләшкәр беши вә уларниң қол астидики қалқан вә нәйзә билән қуралланған 37000 җәңчи.
I Ch UyCyr 12:35  Дан қәбилисидин җәңгә тәйяр 28600 җәңчи.
I Ch UyCyr 12:36  Ашер қәбилисидин җәңгә тәйяр 40000 җәңчи.
I Ch UyCyr 12:37  Иордан дәриясиниң шәрқий тәрипидики Рубен, Гад һәм Манассә қәбилисиниң йеримидин һәрхил қурал-ярақлар билән қуралланған 120000 җәңчи.
I Ch UyCyr 12:38  Жуқурида дейилгәндәк бу ләшкәрләрниң һәммиси Давутни пүтүн Исраилниң падишаси қилиш үчүн бир нийәттә болуп, сәп түзүшүп Һибронға кәлди. Қалған пүтүн исраил хәлқиму Давутни падиша қилиш үчүн иттипақлашқан еди.
I Ch UyCyr 12:39  Улар шу йәрдә қериндашлири тәйярлап қойған ғизаларни Давут билән үч күн йәп-ичишти.
I Ch UyCyr 12:40  Қериндашлири, һәтта Иссакар, Зәбулун вә Нафталидәк жирақта туридиған қәбилиләрму ешәк, төгә, хечир вә буқиларға озуқ-түлүк артип, йәни зор миқдарда ун, әнҗир қеқи, кишмиш, шарап, зәйтун йеғи, кала вә қойларни елип кәлгән еди. Чүнки Исраил шат-хорамлиққа чөмгән еди.
Chapter 13
I Ch UyCyr 13:1  Давут миңбеши вә йүзбашлириниң һәммиси билән мәслиһәтләшти.
I Ch UyCyr 13:2  Андин Давут пүтүн исраил җамаитигә мундақ деди: — Әгәр силәр мувапиқ көрсәңлар вә Пәрвәрдигаримиз Худа ирадә қилса, биз Исраилниң һәммә жутлирида яшаватқан қериндашлиримизға, җүмлидин шәһәрләр вә отлақларда туруватқан роһанийлар билән лавийларға: «Алдимизға жиғилип келиңлар», дәп хәвәр йәткүзәйли. Биз Худайимизниң келишим сандуғини бу йәргә қайтуруп елип келәйли, чүнки падиша Саулниң дәвридә биз Худайимизниң келишим сандуғи билән һеч каримиз болмиған еди.
I Ch UyCyr 13:3  Андин Давут пүтүн исраил җамаитигә мундақ деди: — Әгәр силәр мувапиқ көрсәңлар вә Пәрвәрдигаримиз Худа ирадә қилса, биз Исраилниң һәммә жутлирида яшаватқан қериндашлиримизға, җүмлидин шәһәрләр вә отлақларда туруватқан роһанийлар билән лавийларға: «Алдимизға жиғилип келиңлар», дәп хәвәр йәткүзәйли. Биз Худайимизниң келишим сандуғини бу йәргә қайтуруп елип келәйли, чүнки падиша Саулниң дәвридә биз Худайимизниң келишим сандуғи билән һеч каримиз болмиған еди.
I Ch UyCyr 13:4  Бу ишни пүтүн җамаәт тоғра дәп қариғачқа, һәммиси мақул болушти.
I Ch UyCyr 13:5  Шуңа Давут Худаниң келишим сандуғини Қирят-Йиарим шәһиридин елип келиш үчүн Мисирниң Шихор дәриясидин таки Либо-Хаматқичә болған арилиқтики пүтүн исраилларни жиғди.
I Ch UyCyr 13:6  Давут Пәрвәрдигар Худаниң келишим сандуғини елип келиш үчүн пүтүн исраилларни башлап, Йәһудийәниң Баала шәһиригә, йәни Қирят-Йиарим шәһиригә қарап йолға чиқти. Пәрвәрдигарниң тәхти келишим сандуғиниң үстидики икки керубниң оттурисида болуп, Униң нам-шәриви келишим сандуғида еди.
I Ch UyCyr 13:7  Улар Худаниң келишим сандуғини Абинадабниң өйидин көтирип чиқип, йеңи бир һарвуниң үстигә қойди. Узза вә Ахийо һарвуни һайдап маңди.
I Ch UyCyr 13:8  Давут вә пүтүн исраил хәлқи Худаниң һозурида лира, чилтар, дап, җаң вә канайларни челип, һаяҗан билән нахша ейтип, уссул ойнавататти.
I Ch UyCyr 13:9  Улар Кидонниң хаминиға кәлгәндә кала путлишип, Худаниң келишим сандуғи чүшүп кетәй дегәндә, Узза қолини узитип, уни йөләвалди.
I Ch UyCyr 13:10  У келишим сандуғиға халиғанчә қолини тәккүзгәнлиги үчүн, Пәрвәрдигарниң ғәзиви келип, униң җенини алди. У Худаниң алдида җан бәрди.
I Ch UyCyr 13:11  Давут Пәрвәрдигарниң Уззани җазалиғанлиғиға хапа болуп, у йәрни «Пәрәс-Узза» (мәнаси «Уззаниң җазалиниши») дәп атиди. У йәр һазирғичә шу нам билән атилип кәлмәктә.
I Ch UyCyr 13:12  Шу күни Давут Худадин қорқуп: «Худаниң келишим сандуғиға қараш вәзиписини қандақ қилип үстүмгә алалаймән?» дәп ойлиди.
I Ch UyCyr 13:13  Шуниң билән у келишим сандуғини өзи туруватқан Давут шәһиригә әкәлмәй, уни гатлиқ Обед-Идомниң өйигә апирип қойди.
I Ch UyCyr 13:14  Худаниң келишим сандуғи Обед-Идомниң өйидә үч ай турди, Пәрвәрдигар Обед-Идомниң уруқ-җамаити вә пүтүн мал-мүлкигә бәрикәт ата қилди.
Chapter 14
I Ch UyCyr 14:1  Тир падишаси Һирам Давутқа орда селип бериш үчүн әлчиләрни әвәтти вә улар билән биргә кедир яғачлири, ташчилар вә яғашчиларниму әвәтти.
I Ch UyCyr 14:2  Шуниң билән Давут Пәрвәрдигарниң өзини Исраилға падиша қилғанлиғини вә Униң Өз хәлқи исраиллар үчүн өзиниң падишалиғини гүлләндүргәнлигини билди.
I Ch UyCyr 14:3  Давут Йерусалимда йәнә бирқанчә хотунларни алди вә нурғун пәрзәнт көрди.
I Ch UyCyr 14:4  Йерусалимдики пәрзәнтлириниң исимлири: Шаммува, Шобаб, Натан, Сулайман,
I Ch UyCyr 14:7  Әлишама, Биәляда вә Әлифәләт.
I Ch UyCyr 14:8  Давутниң бешиға яғ қуюлуп, пүтүн Исраилға падиша қилип тайинланғанлиғини аңлиған филистийәликләр ләшкәрлирини Давутни тутушқа әвәтти. Давут буни аңлап, уларға қарши җәңгә атланди.
I Ch UyCyr 14:9  Филистийәликләр келип, Рафайим җилғисида булаңчилиқ қилди.
I Ch UyCyr 14:10  Давут Худадин: — Мән филистийәликләргә қарши җәңгә чиқайму? Уларни мениң қолумға тапшурамсән? — дәп сориди. Пәрвәрдигар униңға: — Җәңгә чиқ, Мән уларни сениң қолуңға тапшуримән, — деди.
I Ch UyCyr 14:11  Шуниң билән Давут адәмлири билән Баал-Пиразимға берип, филистийәликләрни мәғлуп қилди вә: «Худа мениң қолум билән дүшмәнлирим үстидин худди кәлкүндәк бесип өтти», деди. Шуңа улар бу йәргә «Баал-Пиразим» (мәнаси «Бесип өткүчи Егә») дегән намни бәрди.
I Ch UyCyr 14:12  Филистийәликләр өзлириниң бутлирини шу йәргә ташлап қачқан еди. Давут өзиниң адәмлиригә бутларни көйдүрүветишни буйриди.
I Ch UyCyr 14:13  Һалбуки, филистийәликләр йәнә Рафайим җилғисида булаңчилиқ қилди.
I Ch UyCyr 14:14  Давут йәнә Худадин немә иш қилиш керәклигини сориди, Худа униңға: — Уларниң алди тәрипидин бармай, арқисиға айлинип өтүп, уларға терәкликниң йенидин һуҗум қил.
I Ch UyCyr 14:15  Сән терәкләрниң жуқури тәрипидин ләшкәрлиримниң аяқ тивишлирини аңлишиң биләнла тез һуҗум қил, чүнки шу чағда Мән сениң алдиңда филистийәликләрниң қошуниға қарши һуҗумға чиққан болимән, — деди.
I Ch UyCyr 14:16  Шундақ қилип, улар Худаниң буйруғи бойичә иш тутуп, филистийәликләрни Гибъондин Гәзәргичә қоғлап қирди.
I Ch UyCyr 14:17  Давутниң шөһрити һәммә жутларға тарқалди вә Пәрвәрдигар һәммә хәлиқләрни униңдин қорқидиған қилип қойди.
Chapter 15
I Ch UyCyr 15:1  Давут өзигә Давут шәһиридә ордиларни салдурди. Кейин йәнә Худаниң келишим сандуғи үчүн орун тәйярлап бир чедир тиктүрди.
I Ch UyCyr 15:2  Андин Давут мундақ деди: — Худаниң келишим сандуғини лавийлардин башқа һечким көтәрсә болмайду, чүнки Пәрвәрдигар Өзи келишим сандуғини көтиришкә вә һемишәм Өзиниң хизмитидә болушқа дәл шуларни таллиған еди.
I Ch UyCyr 15:3  Давут Пәрвәрдигарниң келишим сандуғини тәйярланған орунға елип келиш үчүн, пүтүн исраил хәлқини Йерусалимға жиғди.
I Ch UyCyr 15:4  У йәнә Һарунниң әвлатлири билән лавийларни чақиртип кәлди:
I Ch UyCyr 15:5  Қоһатниң әвлатлиридин: җамаәт башлиғи Уриел вә униң қериндашлиридин 120 киши,
I Ch UyCyr 15:6  Мирариниң әвлатлиридин: җамаәт башлиғи Асая вә униң қериндашлиридин 220 киши,
I Ch UyCyr 15:7  Гершонниң әвлатлиридин: җамаәт башлиғи Йоел вә униң қериндашлиридин 130 киши,
I Ch UyCyr 15:8  Әлизафанниң әвлатлиридин: җамаәт башлиғи Шимая вә униң қериндашлиридин 200 киши,
I Ch UyCyr 15:9  Һибронниң әвлатлиридин: җамаәт башлиғи Әлиел вә униң қериндашлиридин 80 киши,
I Ch UyCyr 15:10  Уззиелниң әвлатлиридин: җамаәт башлиғи Амминадаб вә униң қериндашлиридин 112 киши.
I Ch UyCyr 15:11  Давут роһаний Задоқ билән роһаний Әбиятар һәм лавийлардин болған Уриел, Асая, Йоел, Шимая, Әлиел билән Амминадабларни чақиртип,
I Ch UyCyr 15:12  уларға мундақ деди: — Силәр Лавий қәбилисиниң башлиқлирисиләр. Шуңа силәр қериндашлириңлар билән биллә өзәңларни паклап, Пәрвәрдигар — исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаниң келишим сандуғини мән тәйярлиған орунға елип келиңлар.
I Ch UyCyr 15:13  Алдинқи қетим силәр келишим сандуғини көтирип бақмидиңлар, бизму Пәрвәрдигар Худайимиздин келишим сандуғини қандақ көтирип, елип келишимизни сорап бақмидуқ, шуңа Пәрвәрдигар бизгә ғәзивини яғдурди.
I Ch UyCyr 15:14  Шуниң билән роһанийлар билән лавийлар Пәрвәрдигар — исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаниң келишим сандуғини елип келиш үчүн өзлирини паклиди.
I Ch UyCyr 15:15  Лавийлар Пәрвәрдигарниң Муса арқилиқ бәргән буйруғи бойичә Худаниң келишим сандуғини балдақлар билән мүрисидә көтирип маңди.
I Ch UyCyr 15:16  Давут йәнә лавийларниң ақсақаллириға өз қериндашлиридин нәғмичиләр тайинлашни буйриди. Шуниң билән биргә уларниң чилтар, лира, җаң қатарлиқ сазларни челип, шат-хорамлиқ илкидә жуқури аваз билән күй ейтишини тапилиди.
I Ch UyCyr 15:17  Лавийлар төвәндики адәмләрни таллиди: Йоелниң оғли Һеманни, шундақла униң қериндашлиридин Бәрәкяниң оғли Асафни вә уларниң қериндашлири болған мирарилардин Қушаяниң оғли Етанни.
I Ch UyCyr 15:18  Улар йәнә лавийлардин төвәндики адәмләрни уларға ярдәмчи қилди: Зикирия, Яазиел, Шимирамот, Йихиел, Унни, Әлиаб, Биная, Маасея, Маттитя, Әлифилеһу, Миқнея, вә дәрвазивәнләрдин Обед-Идом вә Йииел.
I Ch UyCyr 15:19  Нәғмичи Һеман, Асаф билән Етан мис җаңларни челишқа тайинланди.
I Ch UyCyr 15:20  Зикирия, Азиел, Шимирамот, Йихиел, Унни, Әлиаб, Маасея, Бинаялар жуқури авазлиқ чилтар челишқа тайинланди.
I Ch UyCyr 15:21  Маттитя, Әлифилеһу, Миқнея, Обед-Идом, Йииел вә Азазялар төвән авазлиқ чилтар челишқа тайинланди.
I Ch UyCyr 15:22  Лавийларниң беши болған Кинаняниң кәспий қабилийити жуқури болғанлиғи үчүн, у нахша ейтқучиларға җавапкәр қилинди.
I Ch UyCyr 15:23  Бәрәкя билән Әлқана келишим сандуғи бар өйниң ишик қариғучиси болди.
I Ch UyCyr 15:24  Шибаня, Йошафат, Нитанъел, Амасай, Зикирия, Биная, Әлиәзәр қатарлиқ роһанийлар Худаниң келишим сандуғи алдида канай челишқа бәлгүләнди. Обед-Идом билән Йихияму келишим сандуғи бар өйниң ишик қариғучиси болди.
I Ch UyCyr 15:25  Шуниң билән Давут исраил ақсақаллири вә миңбашлири билән биргә Обед-Идомниң өйидин келишим сандуғини хошал һалда елип чиқти.
I Ch UyCyr 15:26  Пәрвәрдигарниң келишим сандуғини көтирип маңған лавийларға Худа ярдәм бәргәнлиги үчүн, улар йәттә буқа билән йәттә қошқарни қурванлиқ қилди.
I Ch UyCyr 15:27  Шу вақитта Давут кәндирдин нәпис тоқулған тон кийивалған еди. Келишим сандуғини көтәргүчи лавийлар, нәғмичиләр вә нахша ейтқучиларниң йетәкчиси болған Кинаняму охшашла кәндирдин тоқулған тонларни кийишивалған еди. Давут йәнә кәндир рәхттин тикилгән ефод кийивалған еди.
I Ch UyCyr 15:28  Шуниң билән пүтүн исраил хәлқи келишим сандуғиға әгишип хошал һалда чуқан селишип, бурға, канай, җаң, чилтар вә лира челишти.
I Ch UyCyr 15:29  Пәрвәрдигарниң келишим сандуғи Давут шәһиригә киргән вақитта Саулниң қизи Микал деризидин Давут падишаниң уссул ойнап тәнтәнә қиливатқанлиғини көрүп, көңлидә уни мәнситмиди.
Chapter 16
I Ch UyCyr 16:1  Улар Худаниң келишим сандуғини Давут униңға атап тиктүргән чедирға әкирип қойди. Улар Худаға атап көйдүрмә вә аманлиқ қурванлиқлири қилди.
I Ch UyCyr 16:2  Шуниңдин кейин Давут хәлиққә Пәрвәрдигарниң нами билән бәхит тилиди.
I Ch UyCyr 16:3  Йәнә пүтүн хәлиққә, әр-аял демәй һәрбир адәмгә бирдин нан, хорма қеқи вә кишмиш бөлүп бәрди.
I Ch UyCyr 16:4  Давут бир қисим лавийларни Пәрвәрдигарниң келишим сандуғи алдида хизмәттә болушқа, йәни дуа-тилавәт қилишқа Исраилниң Пәрвәрдигари Худаға рәхмәт-тәшәккүр ейтишқа вә мәдһийә оқушқа тайинлиди.
I Ch UyCyr 16:5  Уларниң беши Асаф болуп, униң ярдәмчиси Зикирия еди. Улардин башқилири Йииел, Шимирамот, Йихиел, Маттитя, Әлиаб, Биная, Обед-Идом вә Йииеллар еди. Улар чилтар вә лира челишқа буйрулди. Асаф җаң чалғучи болди.
I Ch UyCyr 16:6  Биная билән Яхазиел дегән икки роһаний Худаниң келишим сандуғи алдида һәр дайим канай челишқа буйрулди.
I Ch UyCyr 16:7  Шу күни Давут тунҗа қетим Асаф вә қериндашлирини Пәрвәрдигарға һәмдусана ейтишқа бәлгүлиди:
I Ch UyCyr 16:8  Пәрвәрдигарға шүкүрләр ейтиңлар, Униң шәнигә мәдһийиләр оқуңлар, Карамәтлирини әлләр ара баян қилиңлар!
I Ch UyCyr 16:9  Худани күйләңлар қетип нахша-нәғмигә, Мөҗүзилирини Униң җакалаңлар һәммигә.
I Ch UyCyr 16:10  Улуқлаңлар муқәддәс хисләтлирини Худаниң, Қәлби шатлансун Пәрвәрдигарни сеғинғанларниң.
I Ch UyCyr 16:11  Тәлпүнүңлар Худаниң қудритигә-күчигә, Интилиңлар һәм Униң һозуриға-меһригә.
I Ch UyCyr 16:12  Есиңларда болсун Униң карамәтлири, Мөҗүзилири вә чиқарған һөкүмлири,
I Ch UyCyr 16:13  Әй Худаниң қули, Исраилниң нәсиллири, У Өзи таллиған Яқупниң әвлатлири.
I Ch UyCyr 16:14  У Пәрвәрдигардур, У бизниң Худайимиздур, Униң һөкүмлири һәммә йәрдә күчкә егидур.
I Ch UyCyr 16:15  Униң түзгән келишими әбәдий ядидидур, Бу Униң мәңгүгә вәдә қилған сөзидур.
I Ch UyCyr 16:16  Пәрвәрдигар Ибраһим билән келишим түзгән еди, Исһаққиму қәсәм ичкән еди.
I Ch UyCyr 16:17  У буни Яқупқиму низам қилип бәргән еди. Исраилға мәңгүлүк келишим қилип мундақ дегән еди:
I Ch UyCyr 16:18  «Қанан зиминини сениң мүлкүң қилимән, Уни саңа тәәллуқ несивәң қилимән».
I Ch UyCyr 16:19  У чағда улар наһайити аз санлиқ еди, Нәзәрдә йоқ һәм мусапир еди.
I Ch UyCyr 16:20  Улар жутму-жут сәрсән еди, Әлдин-әлгә кезәр еди.
I Ch UyCyr 16:21  Худа һечкимниң уларни езишигә йол қоймиди, Уларни дәп падишаларниму мундақ агаһландурди:
I Ch UyCyr 16:22  «Мениң таллиғанлиримға тәгмәңлар, Пәйғәмбәрлиримгә зиянкәшлик қилмаңлар».
I Ch UyCyr 16:23  Нахша ейтиңлар Пәрвәрдигарға, Әй җаһан әһли, баян әйләп һәр күни Униң ниҗатлиғини.
I Ch UyCyr 16:24  Тарқитиңлар шан-шәривини әлләр ара, Әҗайип ишлирини хәлиқ ара.
I Ch UyCyr 16:25  Улуқ болғач Пәрвәрдигар дайима, У лайиқтур һәссиләп мәдһийилинишкә, Үстүн болғач У барлиқ «илаһлардин», Пәқәт Ула әрзийду әйминишкә.
I Ch UyCyr 16:26  Пәқәт буттур башқиларниң илаһлири, Амма Худа яратқандур асманларни.
I Ch UyCyr 16:27  Орап турар шан-шәрәп вә бүйүклүк Уни, Қудрәт вә шат-хорамлиққа толғандур Униң тураргаһи.
I Ch UyCyr 16:28  Махтаңлар, әй әл-қовумлар, Пәрвәрдигарни, Күйләңлар Униң шан-шөһрәт вә қудритини.
I Ch UyCyr 16:29  Пәрвәрдигар шәривигә мунасип һәмдусана оқуңлар, Худаниң һозуриға һәдийә билән кириңлар. Әй җаһан әһли, Пәрвәрдигардин қорқуңлар, Парлақ, муқәддәс Пәрвәрдигарға сәҗдә қилиңлар, Бәрһәқ, дуния мустәһкәм, тәврәнмәстур.
I Ch UyCyr 16:30  Пәрвәрдигар шәривигә мунасип һәмдусана оқуңлар, Худаниң һозуриға һәдийә билән кириңлар. Әй җаһан әһли, Пәрвәрдигардин қорқуңлар, Парлақ, муқәддәс Пәрвәрдигарға сәҗдә қилиңлар, Бәрһәқ, дуния мустәһкәм, тәврәнмәстур.
I Ch UyCyr 16:31  Шатлансун йәр-җаһан, хуш болсун асманлар, Ейтишсун әлләр ара: «Пәрвәрдигар әң алий Һөкүмрандур».
I Ch UyCyr 16:32  Тәнтәнә қилишсун деңиз вә униңдики җанлиқлар, Яйрисун далалар, униңдики чарвилар.
I Ch UyCyr 16:33  Нахша ейтсун Егимиз алдида орманлар, Чүнки Пәрвәрдигар җәзмән келиду дунияға һөкүмранлиқ қилишқа.
I Ch UyCyr 16:34  Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, Чүнки У шапаәтликтур, Униң муһәббити мәңгүлүктур.
I Ch UyCyr 16:35  Йәнә шундақ дәп ейтиңлар: — Әй Ниҗаткар болған Худайимиз, Қутқузғин бизни, Ят әлләр арисидин қайта жиғип әкәлгин бизләрни. Шунда Сени мәдһийиләйли, күйләйли, Шу муқәддәс намиңға шүкүр-рәхмәт ейтайли.
I Ch UyCyr 16:36  Мәдһийиләнгәй мәңгүдин-мәңгүгә, Исраилларни таллиған Пәрвәрдигар! Андин кейин пүтүн халайиқлар «амин» дейишип, Пәрвәрдигарға һәмдусана оқушти.
I Ch UyCyr 16:37  Давут Асаф билән униң қериндашлирини һәр күни Пәрвәрдигарниң келишим сандуғи алдида давамлиқ хизмәттә болуш вәзиписигә қалдуруп қойди.
I Ch UyCyr 16:38  Уларниң ичидә Обед-Идом билән униң қериндашлиридин атмиш сәккиз киши бар еди. Шуниңдәк Йидутунниң оғли Обед-Идом билән Хосаһ дәрвазивәнликкә қоюлди.
I Ch UyCyr 16:39  Давут роһаний Задоқ билән униң роһаний қериндашлирини Гибъондики муқәддәс җайға тикилгән Пәрвәрдигарниң ибадәт чедирида хизмәт қилишқа тайинлиди.
I Ch UyCyr 16:40  Улар Пәрвәрдигарниң исраилларға чүшәргән Тәврат қанунида йезилғини бойичә һәр күни әтигини, ахшими қурванлиқ суписи үстидә Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурванлиқларни сунушқа буйрулди.
I Ch UyCyr 16:41  Улар билән биллә болғанлар, йәни Һеман, Йидутун вә қалған талланғанлар, шундақла барлиқ исми тизимланғанлар Пәрвәрдигарға һәмдусана ейтишқа буйрулди, чүнки «Униң меһир-муһәббити мәңгүлүктур».
I Ch UyCyr 16:42  Һеман вә Йидутун болса сазәндиликкә, җүмлидин канай, җаң вә Худа үчүн челинидиған барлиқ сазларни челип, мәдһийә нахшилирини ейтишқа җавапкәр қилинди. Йидутунниң оғуллири дәрвазиға қарашқа қоюлди.
I Ch UyCyr 16:43  Шуниңдин кейин көпчилик өз өйлиригә қайтишти, Давутму өз аилисидикиләргә бәхит тиләшкә қайтти.
Chapter 17
I Ch UyCyr 17:1  У чағларда падиша Давут өз ордисида туратти. Бир күни Давут Натан исимлиқ пәйғәмбәргә: — Қараң, мән кедир яғичидин ясалған ордида туруватимән, Пәрвәрдигарниң келишим сандуғи болса чедирда туруватиду, — деди.
I Ch UyCyr 17:2  Натан пәйғәмбәр Давутқа: — Худа сизгә яр болуватқандикин, көңлүңиздә қандақ ойлиған болсиңиз шундақ қилиң, — деди.
I Ch UyCyr 17:3  Лекин шу күни кәчтә Худадин Натанға сөз кәлди:
I Ch UyCyr 17:4  «Сән берип, хизмәткарим Давутқа мундақ дегин: Мениң турушум үчүн ибадәтханини сән салмайсән.
I Ch UyCyr 17:5  Мән Пәрвәрдигар исраил хәлқини Мисирдин башлап чиққан күндин тартип, таки һазирғичә һечқандақ бир ибадәтханида туруп бақмидим, бәлки ибадәт чедири билән биргә көчүп, айлинип жүрдүм.
I Ch UyCyr 17:6  Мән исраил хәлқи билән биллә болған йәрләрдә хәлқим исраилларни падичи болуп башлап маңсун дәп, тайинлиған йетәкчиләргә: ‹Немә үчүн Маңа атап кедир яғичидин орда салдурмидиңлар?› дәп баққанму?
I Ch UyCyr 17:7  Мәнки, қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар сени яйлақта қойларниң арқисида жүргән йериңдин таллап, хәлқим исраилларға баш болушқа қойдум,
I Ch UyCyr 17:8  қәйәргила барсаң Мән саңа яр болуп, һәммә дүшминиңни көз алдиңда йоқаттим. Әнди сениң намиңни йәр йүзидики улуқларниң намидәк улуқ қилимән.
I Ch UyCyr 17:9  Мән хәлқим исраилларға бир җай таллап беримән вә уларни у йәрдә мустәһкәм турғузимән. Улар өз маканида хейим-хәтәрсиз яшайду. Мән сәрдарларни хәлқим исраилларға йетәкчилик қилишқа тайинлиған әшу замандин тартип башланған яманларниң хәлқимгә зулум қилиши әнди тохтайду. Мән барлиқ дүшмәнлириңни саңа бойсундуримән. Әнди Мән Пәрвәрдигар шуни җакалаймәнки: Мән сениң җамаитиңгә бир падишалиқ тикләп беримән.
I Ch UyCyr 17:10  Мән хәлқим исраилларға бир җай таллап беримән вә уларни у йәрдә мустәһкәм турғузимән. Улар өз маканида хейим-хәтәрсиз яшайду. Мән сәрдарларни хәлқим исраилларға йетәкчилик қилишқа тайинлиған әшу замандин тартип башланған яманларниң хәлқимгә зулум қилиши әнди тохтайду. Мән барлиқ дүшмәнлириңни саңа бойсундуримән. Әнди Мән Пәрвәрдигар шуни җакалаймәнки: Мән сениң җамаитиңгә бир падишалиқ тикләп беримән.
I Ch UyCyr 17:11  Сениң күнлириң тошуп, ата-бовилириңниң йениға кәткән чеғиңда, өз уруғуңдин болған оғуллириңдин бирини орнуңға қойимән һәм униң падишалиғини мустәһкәм қилимән.
I Ch UyCyr 17:12  Маңа аталған ибадәтханини у салдуриду, Мән униң падишалиқ тәхтини мәңгүлүк қилимән.
I Ch UyCyr 17:13  Мән униңға Ата болимән, у Маңа оғул болиду. Сәндин илгири падиша болған Саулни меһир-муһәббитимдин мәһрум қилған едим. Лекин меһир-муһәббитимни сениң оғлуңдин һечқачан айримаймән.
I Ch UyCyr 17:14  Мән уни Өз ибадәтханам вә падишалиғимда мәңгү турғузимән. Униң падишалиқ тәхтини әбәдий қилимән».
I Ch UyCyr 17:15  Натан пәйғәмбәр Пәрвәрдигардин өзигә кәлгән сөзләрниң һәммисини Давутқа йәткүзди.
I Ch UyCyr 17:16  Шуниңдин кейин Давут падиша келишим сандуғи қоюлған чедирға кирип, Пәрвәрдигарниң һозурида олтирип мундақ деди: — Әй Пәрвәрдигар Худа! Маңа бу қәдәр шапаәт қилғудәк мән ким едим, аиләм қанчилик еди?
I Ch UyCyr 17:17  Униң үстигә, Сән Худайим мән қулуңниң әвлатлириниң кәлгүси һәққидә вәдә бәрдиң. Әй Пәрвәрдигар Худа, Сән мени нәзириңдә улуқ адәм билдиң.
I Ch UyCyr 17:18  Сән мән қулуңни шөһрәткә ериштүрдүң, Саңа дәйдиған йәнә немә гепим болсун? Әй Пәрвәрдигар, Сән мени билисән,
I Ch UyCyr 17:19  мән қулуң үчүн Өзәңниң хаһишиң бойичә шундақ улуғвар ишларни қилдиң вә бу ишларни мән қулуңға аян қилдиң.
I Ch UyCyr 17:20  Әй Пәрвәрдигар, Сениң тәңдишиң йоқтур. Сән бирдин-бир һәқиқий Худадурсән. Биз Саңа охшаш башқа Худа һәққидә һечқачан аңлап бақмиған едуқ.
I Ch UyCyr 17:21  Йәр йүзидә исраиллардәк йәнә бир хәлиқ барму? Қайси бир хәлиқни исраиллардәк қуллуқтин қутулдуруп Өз хәлқиң қилдиң? Исраиллар үчүн қилған улуқ мөҗүзилириң шан-шөһритиңни намайән қилди. Өз хәлқиңни Мисирдин қутулдуруп, уларниң алдида турувалған ят әлләрни қоғлавәттиң.
I Ch UyCyr 17:22  Әй Пәрвәрдигар, Сән исраилларни мәңгүгә Өз хәлқиң қилдиң вә Өзәң уларниң Худаси болдуң.
I Ch UyCyr 17:23  Әй Пәрвәрдигар, қулуң вә қулуңниң әвлатлири тоғрилиқ қилған сөзлириң мәңгүгә мустәһкәм болсун, вәдилириңни ишқа ашурғайсән.
I Ch UyCyr 17:24  Шунда намиң таәбәткә улуқлинип, инсанлар: «Исраилларға йетәкчилик қилғучи Худа, исраиллар етиқат қилип кәлгән қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар екән», дейишиду. Қулуң Давутниң падишалиғи әвлаттин-әвлатқичә Сениң һозуруңда мустәһкәм туриду.
I Ch UyCyr 17:25  Әй Худайим! Сән қулуң Давутниң җамаитигә бир падишалиқ тикләп беридиғанлиғиңни аян қилған едиң, шу сәвәптин мән Саңа шундақ дәп дуа қилишқа җүръәт қилдим.
I Ch UyCyr 17:26  Әй Пәрвәрдигар, Сән Худадурсән! Сән маңа мошундақ яхши ишларни вәдә қилдиң.
I Ch UyCyr 17:27  Мениң падишалиғимниң һозуруңда мәңгү туруши үчүн разимәнлик билән бәхит ата қилдиң. Әй Пәрвәрдигар! Сән ата қилған бәхит билән қулуңниң падишалиғи мәңгү бәхиткә сазавәр болиду.
Chapter 18
I Ch UyCyr 18:1  Мәлум вақиттин кейин Давут филистийәликләргә йәнә һуҗум қилип, уларни бойсундурди. У Гат дегән шәһәрни вә униңға тәвә йеза-кәнтләрни филистийәликләрдин тартивалди.
I Ch UyCyr 18:2  У моабларниму мәғлуп қилди. Шундақ қилип, моаблар Давутқа тәвә болуп, униңға баҗ-селиқ төләйдиған болди.
I Ch UyCyr 18:3  Зобаһ падишалиғиниң падишаси Һададъәзәр Фират дәрияси әтрапидики зиминға болған һоқуқини тартивелишқа атлинип чиққанда, Давут уни мәғлуп қилип, Хамат дегән йәргичә һуҗум қилип барди.
I Ch UyCyr 18:4  Давут униң бир миң данә җәң һарвусини, йәттә миң атлиқ ләшкирини вә жигирмә миң пиядә ләшкирини әсиргә алди. Өзиниң йүз һарвусини тартишқа йәткүдәк атни қалдурғандин бөләк, қалған атларниң һәммисиниң сиңирини кәстүрүвәтти.
I Ch UyCyr 18:5  Дәмәшқтики сүрийәликләр Зобаһ падишаси Һададъәзәргә ярдәм беришкә кәлгәндә, Давут сүрийәликләрдин 22 миң адәмни өлтүрди.
I Ch UyCyr 18:6  Шуниңдин кейин Давут Дәмәшқтики сүрийәликләр райониға өзиниң қошунлирини турғузди. Шундақ қилип, сүрийәликләр Давутқа тәвә болуп, униңға баҗ төләйдиған болди. Давут мәйли нәгә һуҗум қилмисун, Пәрвәрдигар уни ғалибигә ериштүрүп турди.
I Ch UyCyr 18:7  Давут Һададъәзәрниң адәмлириниң алтун қалқанлирини олҗа елип Йерусалимға қайтти.
I Ch UyCyr 18:8  Давут падиша йәнә Һададъәзәрниң Тибхат вә Кун дегән икки шәһиридинму наһайити нурғун мис олҗа алди. Кейинки вақитларда Сулайман бу мислардин ибадәтхана һойлисида туридиған «Мис деңизи» дәп аталған мис қазан, түврүкләр вә мис буюмларни ясатти.
I Ch UyCyr 18:9  Хамат падишаси Тоу Давутниң Зобаһ падишаси Һададъәзәрниң пүтүн қошунини мәғлуп қилғанлиғини аңлап,
I Ch UyCyr 18:10  оғли Һадорамни Давут падишаниң алдиға саламға әвәтти вә униң Һададъәзәр билән җәң қилип, уни мәғлуп қилғанлиғини тәбриклиди. Әмәлиятта Тоу Һададъәзәр билән дайим уруш қилип кәлгән еди. У йәнә Давутқа алтун, күмүч вә мистин ясалған һәр түрлүк нәрсиләрни соға қилип әвәтти.
I Ch UyCyr 18:11  Давут падиша бу нәрсиләрни вә барлиқ хәлиқләрдин, йәни идомлуқлар, моаблар, аммонлар, филистийәликләр вә амаләкләрдин олҗа алған һәммә алтун-күмүчләрни Пәрвәрдигар үчүн қилинидиған хизмәтләргә атиди.
I Ch UyCyr 18:12  Зируяниң оғли Абишай Туз җилғисида идомлуқлардин 18 миң адәмни өлтүрүвәтти.
I Ch UyCyr 18:13  У йәнә Идомға өз қошунлирини турғузди, идомлуқларниң һәммиси Давутқа тәвә болди. Давут қәйәргә берип җәң қилмисун, һәммә йәрдә Пәрвәрдигар униңға ғалибә-нусрәт ата қилди.
I Ch UyCyr 18:14  Давут әнди пүтүн Исраилға һөкүмранлиқ қилди. У хәлиқни адиллиқ вә һәққанийәт билән башқурди.
I Ch UyCyr 18:15  Зируяниң оғли Йоаб қошунға баш, Ахилудниң оғли Йиһошафат хатирилигүчи,
I Ch UyCyr 18:16  Ахитубниң оғли Задоқ билән Әбиятарниң оғли Абимәләк роһаний, Сирая хәтчи,
I Ch UyCyr 18:17  Йиһояданиң оғли Биная киретләр билән пилетләрдин тәркип тапқан муһапизәтчиләрниң башлиғи, Давутниң оғуллири падишаниң хизмитидә болидиған баш әмәлдарлар еди.
Chapter 19
I Ch UyCyr 19:1  Аридин бирқанчә вақит өткәндин кейин, аммонларниң падишаси Нахаш вапат болди. Униң падишалиқ орниға оғли Ханун чиқти.
I Ch UyCyr 19:2  Давут: «Ханунниң атиси Нахаш маңа меһир-шәпқәт көрсәткәнлиги үчүн, мән униң оғли Ханунға меһир-шәпқәт көрситимән», дәп ойлиди. Давут униңға тәсәлла бериш үчүн әлчилирини әвәтти. Әлчиләр Ханунға тәсәлла бериш үчүн аммонларниң зиминиға киргәндә,
I Ch UyCyr 19:3  аммонларниң әмәлдарлири Ханунға: — Давут бу йәргә һал сориғили адәм әвәтипту, силичә у атилириниң һөрмитини қиливатқанмиду? Униң әлчилириниң бу йәргә келиштики мәхсити бу зиминни тәкшүрүп, пайлап чиқип, андин кейин зиминимизни ишғал қилиш, дәп ойлимамдила? — дейишти.
I Ch UyCyr 19:4  Шуниңдин кейин Ханун Давутниң әлчилирини тутувелип, уларниң сақал-бурутлирини чүшүрүвәтти. Йәнә уларниң тонлириниң асти тәрипидин ямпашлириғичә болған қисмини кесиветип, андин уларни қоғлавәтти.
I Ch UyCyr 19:5  Давут әлчиләрниң әһвалидин хәвәр тапқандин кейин, уларни күтүвелишқа алдиға адәм әвәтти. Әлчиләр толиму иза-аһанәттә қалған еди. Падиша әлчилиригә: «Силәр Ериха шәһиридә туруп, сақал-бурутуңлар өскәндин кейин қайтип келиңлар», дәп сөз әвәтти.
I Ch UyCyr 19:6  Аммонлар өзлириниң Давутни рәнҗитип қойғанлиғини билип, Ханун билән бирлишип, 35 тонна күмүчкә Аррам-Наһарайим, Аррам-Маака вә Зобаһ дегән йәрләрдин һарвулуқ ләшкәрләрни җәң һарвулири билән яллап алди.
I Ch UyCyr 19:7  Улар йәнә 32 миң һарвулуқ ләшкәрләр, шундақла Маака падишаси билән униң қошунини яллап алди. Маака падишаси келип, Медиба шәһириниң алдида баргаһ қурди. Аммонларму өз шәһәрлиридин жиғилишип җәңгә атланди.
I Ch UyCyr 19:8  Давут бу хәвәрни аңлап, исраилниң пүтүн қошунини Йоабниң башчилиғида улар билән уруш қилишқа чиқарди.
I Ch UyCyr 19:9  Аммонлар пайтәхт Раббаһ шәһиридин чиқип, шәһәр дәрвазисиниң алдида сәп түзүп турди, ярдәмгә кәлгән башқа падишалар болса далада айрим бир қошун болуп турди.
I Ch UyCyr 19:10  Йоаб өзиниң алди-кәйнидин һуҗумға учрайдиғанлиғини көрүп, исраилниң бир қисим алдиңқи қатарлиқ ләшкәрлирини таллап, уларни сүрийәликләргә қарши сәпкә турғузди.
I Ch UyCyr 19:11  Қалған адәмлирини болса акиси Абишайниң башқурушиға қойди. Абишай уларни аммонларға қарши җәңгә тәйяр қилди.
I Ch UyCyr 19:12  Йоаб Абишайға: — Мабада сүрийәликләр мәндин күчлүк чиқса, сән маңа ярдәмгә кәл. Мабада аммонлар сәндин күчлүк чиқса, мән саңа ярдәмгә барай.
I Ch UyCyr 19:13  Җасарәтлик бол, хәлқимиз вә Худайимизниң шәһәрлири үчүн җан тикип уруш қилайли! Пәрвәрдигарниң ирадиси әмәлгә ашқай, — деди.
I Ch UyCyr 19:14  Йоаб вә униң адәмлири илгириләп берип, сүрийәликләргә һуҗумға өтүшкә тәйяр болди. Сүрийәликләр уларниң алдида қачти.
I Ch UyCyr 19:15  Сүрийәликләрниң қачқанлиғини көргән аммонларму Йоабниң акиси Абишайдин қечип, шәһәргә қайтип киривалди. Шуниңдин кейин Йоаб Йерусалимға қайтип кәтти.
I Ch UyCyr 19:16  Исраиллардин йеңилгәнлигини билгән сүрийәликләр Фират дәриясиниң у тәрипидики сүрийәликләргә адәм әвәтип, уларни йөткәп кәлди. Улар Һададъәзәр қошуниниң беши Шобакниң рәһбәрлигидә урушқа кәлди.
I Ch UyCyr 19:17  Буниңдин хәвәр тапқан Давут Исраилдики ләшкәрләрниң һәммисини жиғип, Иордан дәриясидин өтүп, сүрийәликләргә йеқин йәргә келип, өз қошунини уларға қарши сәпкә турғузди. Буни көргән сүрийәликләр Давутқа қарши җәңгә атланди.
I Ch UyCyr 19:18  Һалбуки, сүрийәликләр исраилларниң алдидин йәнә қачти. Давут сүрийәликләрниң йәттә миң һарвулуқ ләшкирини вә қириқ миң пиядә ләшкирини өлтүрди. Давут йәнә сүрийәликләрниң қошуниниң беши Шобакни һалак қилди.
I Ch UyCyr 19:19  Һададъәзәргә тәвә падишаларниң һәммиси өзлириниң исраиллардин мәғлуп болғанлиғини көрүп, Давут билән течлиқ келишими түзүшүп, униңға тәвә болди. Шуниңдин кейин сүрийәликләр аммонларға ярдәм бериштин баш тартидиған болди.
Chapter 20
I Ch UyCyr 20:1  Әтияз келип, падишалар җәңгә чиқидиған чағ болди. Йоаб Исраил қошунини җәңгә башлап аммонларниң зиминиға бесип кирди вә Раббаһ шәһирини қоршавға алди. Давут өзи болса Йерусалимда қалди. Йоаб Раббаһқа һуҗум қилип, шәһәрни вәйран қиливәтти.
I Ch UyCyr 20:2  Давут аммонларниң падишасиниң бешидики алтун таҗини алди. Еғирлиғи 35 кило келидиған, үсти яқут билән безәлгән бу алтун таҗа Давутниң бешиға кийдүрүлди. Давут шәһәрдин нурғун олҗиларни алди.
I Ch UyCyr 20:3  У йәнә шәһәр аһалисини һәрә, кәтмән, палта билән қилинидиған ишларға салди. Давут аммонларниң башқа шәһәр аһалилиригиму шундақ муамилә қилди. Андин Давут пүтүн қошунини башлап, Йерусалимға қайтип кәтти.
I Ch UyCyr 20:4  Шуниңдин кейин Гәзәр дегән йәрдә филистийәликләр билән йәнә бир қетим уруш болди. Бу қетимқи урушта хушаһлиқ Сиббикай рафаһ хәлқидин болған Сиппай исимлиқ бир палванни өлтүрди. Шуниң билән филистийәликләр бойсунди.
I Ch UyCyr 20:5  Филистийәликләр билән болған йәнә бир урушта Яирниң оғли Әлханан гатлиқ Голятниң қериндиши Лахмини өлтүрди. Лахминиң нәйзисиниң дәстиси дәстигаһниң оқидәк йоған еди.
I Ch UyCyr 20:6  Кейин Гатта йәнә бир мәйдан уруш болди. Бу урушқа наһайити бәстлик бир адәм қатнашқан болуп, униң қол вә путида алтидин, җәми жигирмә төрт бармақ бар еди. Уму рафаһ хәлқидин еди.
I Ch UyCyr 20:7  Бу адәм исраилларни һақарәтлигәнлиги үчүн Давутниң акиси Шаммаһниң оғли Йонатан уни өлтүрүвәтти.
I Ch UyCyr 20:8  Бу филистийәлик палванлар Гат шәһиридики рафаһ хәлқидин болуп, уларниң һәммиси Давут вә униң адәмлири тәрипидин өлтүрүлди.
Chapter 21
I Ch UyCyr 21:1  Шәйтан исраилларға қарши туруп, Давутни исраилниң җәң қилишқа қадир адәмлирини санап чиқишқа күшкүртти.
I Ch UyCyr 21:2  Шуниң билән Давут өз қошуниниң беши Йоаб вә башқа ләшкәр башлириға буйруқ қилип: — Силәр исраилниң һәрқайси қәбилилирини Дандин таки Бәәршәбағичә арилап, җәң қилишқа қадир адәмләрни санап, мәлумат елип келиңлар. Мән уларниң санини елишим керәк, — деди.
I Ch UyCyr 21:3  Һалбуки, Йоаб падишадин: — Пәрвәрдигар ләшкәрлириниң санини йүз һәссә ашурғай. Падиша алийлири, уларниң һәммиси алийлириниң хизмитидә әмәсму? Алийлири, немә сәвәптин бундақ қилишқа еһтияҗлиқ болуп қалдила? Немә үчүн исраилларға гуна артидила? — дәп сориди.
I Ch UyCyr 21:4  Лекин падишаниң сөзи Йоабниң сөзидин үстүн кәлди. Шундақ қилип, Йоаб пүтүн Исраилни айлинип, андин Йерусалимға қайтип кәлди.
I Ch UyCyr 21:5  Йоаб ләшкәрләрни тизимлаш әһвалидин Давутқа мәлумат берип, мундақ деди: — Пүтүн Исраилда җәң қилишқа қадир бир миллион йүз миң адәм, Йәһудийәдә 470 миң адәм бар екән.
I Ch UyCyr 21:6  Бирақ Йоаб Лавий билән Бинямин қәбилилирини бу санға киргүзмигән еди, чүнки падишаниң бу буйруғи униң нәзиридә жиркиничлик еди.
I Ch UyCyr 21:7  Амма Худа бу иштин нарази болуп, исраил хәлқини җазалиди.
I Ch UyCyr 21:8  Давут Худаға: — Ләшкәрләрниң санини елип, еғир гуна өткүзүптимән! Қулуңниң гунайидин кәчкәйсән, мән толиму әхмиқанә иш қилиптимән! — деди.
I Ch UyCyr 21:9  Пәрвәрдигар Давутниң хизмитидә болуватқан ғайипни билгүчи Гадқа мундақ деди:
I Ch UyCyr 21:10  — Сән берип Давутқа ейтқин «Мәнки, Пәрвәрдигар сениң алдиңға үч түрлүк җазани қойимән, уларниң ичидин бирини таллавал, таллиған шу җазайиңни Мән саңа чүширимән».
I Ch UyCyr 21:11  Шуниң билән Гад, Давутниң һозуриға берип, униңға Пәрвәрдигарниң сөзини йәткүзүп, мундақ деди: — Қени, өзлири талливалсила.
I Ch UyCyr 21:12  Үч жил ачарчилиқ болсунму? Яки дүшмәнлири қирғинчилиқ елип берип, үч ай дүшмәнлири алдида қечип жүрәмла? Яки болмиса Пәрвәрдигарниң қиличи болған ваба үч күн тарқилип, Пәрвәрдигарниң пәриштиси пүтүн Исраилда вәйранчилиқ елип барсунму? Қени десилә, мени әвәткүчигә қайси җавапни беришим керәк?
I Ch UyCyr 21:13  Давут Гадқа мундақ деди: — Мән еғир әһвалда қалдим. Немила болмисун инсанларниң қолиға әмәс, бәлки Пәрвәрдигарниң қолиға чүшәй. Чүнки У наһайити меһир-шәпқәтликтур.
I Ch UyCyr 21:14  Шундақ қилип, Пәрвәрдигар Исраилға ваба тарқатти. Исраиллардин 70 миң адәм өлди.
I Ch UyCyr 21:15  Худа пәриштисини Йерусалимни вәйран қилишқа әвәтти. Лекин пәриштә вәйран қилмақчи болуп турғанда, Пәрвәрдигар әһвални көрүп, уларни җазалаш нийитидин янди вә вәйран қилғучи пәриштигә: — Йетәр әнди, қолуңни тарт! — деди. У чағда Пәрвәрдигарниң пәриштиси йибуслардин болған Аравнаниң хаминида туратти.
I Ch UyCyr 21:16  Давут жуқуриға қариған еди, Пәрвәрдигарниң пәриштисиниң йәр билән асманниң арилиғида қолидики қиличини Йерусалимға тәңләп турғанлиғини көрди. Давут билән исраил ақсақаллири матәмлик кийимгә йөгәнгән һалда йәргә баш қойди.
I Ch UyCyr 21:17  Давут Худаға: — Ләшкәрләрниң санини елип чиқишни буйруған мән әмәсму? Гуна қилған мән, яманлиқ қилған мән, қойдәк бегуна бу хәлиқ немә гуна қилди? Әй Пәрвәрдигарим Худа, мени вә ата җамаитимни җазалиғайсән! Вабани Өз хәлқиңниң үстигә чүшәрмигәйсән! — деди.
I Ch UyCyr 21:18  Пәрвәрдигарниң пәриштиси Гадқа: — Сән Давутниң йениға берип, униңға: «Сиз йибуслардин болған Аравнаниң хаминиға берип, у йәрдә Пәрвәрдигарға атап бир қурванлиқ суписи селиң» дегин, — дәп буйриди.
I Ch UyCyr 21:19  Давут Пәрвәрдигарниң Гад арқилиқ қилған әмри бойичә дәл шу йәргә барди.
I Ch UyCyr 21:20  Аравна вә униң төрт оғли хаман айрип туратти, улар бурулупла пәриштини көрди. Аравнаниң оғуллири йошурунувалди.
I Ch UyCyr 21:21  Аравна Давутниң өзи тәрәпкә келиватқанлиғини көрүп, хаминидин чиқип, йәргә баш қоюп, Давутқа тазим қилди.
I Ch UyCyr 21:22  Давут Аравнаға: — Хәлиқ ичигә тарқалған вабани йоқитиш үчүн мошу хаминиңизни маңа өз баһаси бойичә сетип бериң. Мән Пәрвәрдигарға атап мошу йәргә бир қурванлиқ суписи салай дәймән, — деди.
I Ch UyCyr 21:23  — Падиша алийлири, еливәрсилә! Немини халисилири шуни қилғайла. Мана мән көйдүрмә қурванлиқ үчүн өкүзлиримни, отун үчүн хаман тепидиған яғач тахтамни вә ашлиқ һәдийәси үчүн буғдайлиримни берәй. Буларниң һәммисини беримән, — деди Аравна.
I Ch UyCyr 21:24  — Яқ! Мән буларни өз баһасида сетивалимән. Пәрвәрдигарға һәдийә қилиш үчүн сениңкини алмаймән, бекарға кәлгән нәрсиләрни көйдүрмә қурванлиқ қилмаймән, — деди Давут падиша Аравнаға.
I Ch UyCyr 21:25  Шуниң билән Давут Аравнаниң хамини үчүн униңға алтә йүз алтун тәңгә төләп бәрди.
I Ch UyCyr 21:26  Давут шу йәрдә Пәрвәрдигарға атап бир қурванлиқ суписи селип, көйдүрмә вә аманлиқ қурванлиқлирини сунди. У Пәрвәрдигарға дуа қилип илтиҗа қиливеди, Пәрвәрдигар униң дуалирини иҗавәт қилип, асмандин қурванлиқ суписиға от чүшәрди.
I Ch UyCyr 21:27  Шуниң билән пәриштә Пәрвәрдигарниң буйруғи билән қиличини ғиливиға салди.
I Ch UyCyr 21:28  У чағда Давут йибуслардин болған Аравнаниң хаминида өзиниң дуалирини Пәрвәрдигарниң иҗавәт қилғанлиғини көрүп, шу йәрдә қурванлиқ қилди.
I Ch UyCyr 21:29  Бу вақитта Муса чөлдә ясатқан Пәрвәрдигарниң ибадәт чедири вә көйдүрмә қурванлиқ суписи Гибъондики сәҗдигаһта еди.
I Ch UyCyr 21:30  Лекин Давут Пәрвәрдигарниң пәриштисиниң қиличидин қорқуп, у сәҗдигаһқа берип, Худадин йол сорашқа җүръәт қилалмиди.
Chapter 22
I Ch UyCyr 22:1  Шуңа Давут: — Пәрвәрдигар Худаниң ибадәтханиси вә Исраил хәлқиниң көйдүрмә қурванлиқ қилидиған қурванлиқ суписи мошу йәрдә болиду, — дәп җакалиди.
I Ch UyCyr 22:2  Давут Исраилда яшаватқан ят хәлиқләрни бир җайға жиғип, Худаниң ибадәтханисиға ишлитидиған ташларни йонуп, тәйярлашқа буйриди.
I Ch UyCyr 22:3  Давут йәнә ибадәтханиниң яғач дәрвазисини миқлашқа кетидиған миқ вә моҗуқ үчүн нурғунлиған төмүр жиғди вә йәнә һәдди-һесапсиз мис тәйярлиди.
I Ch UyCyr 22:4  У йәнә нурғунлиған кедир яғичи тәйярлиди. Бу кедир яғачлирини сидонлуқлар вә тирлиқлар тошуп әкәлгән еди.
I Ch UyCyr 22:5  Давут көңлидә: «Пәрвәрдигарға атап селинидиған бу ибадәтхана чоқум һәйвәтлик болуши, униң даңқи вә шәриви пүтүн дунияға тонулуши керәк. Лекин оғлум Сулайман техи яш вә тәҗрибисиз, шуңа мән бу ибадәтханиға кетидиған материалларни алдин тәйярлап қоюшум керәк», дәп ойлиди. Шуңа Давут аләмдин өтүштин бурун, бу ибадәтхана қурулуши үчүн нурғунлиған материалларни тәйярлиди.
I Ch UyCyr 22:6  Кейин Давут оғли Сулайманни чақирип келип, униңға исраилларни таллиған Пәрвәрдигар Худаға атап бир ибадәтхана селишни буйриди.
I Ch UyCyr 22:7  У Сулайманға мундақ деди: — Оғлум, мән әслидә Пәрвәрдигарим Худаниң нам-шәривигә атап бир ибадәтхана селишни ойлиған едим.
I Ch UyCyr 22:8  Лекин Пәрвәрдигар маңа: «Сән нурғун урушларни қилип, көп адәмләрни өлтүрдүң, Мениң көз алдимда йәр йүзидә нурғун инсанларниң қени төкүлди. Шуңа Мениң нам-шәривим үчүн ибадәтханини сән салсаң болмайду.
I Ch UyCyr 22:9  Лекин сән бир оғул пәрзәнт көрисән, у тинич дәвирдә яшайду. Мән уни әтрапидики һәммә дүшмәнлириниң паракәндә қилишидин қоғдаймән. Униң исми Сулайман (мәнаси «тиничлиқ») болиду. У һөкүм сүргән мәзгилдә Мән Исраилға теч-аманлиқ ата қилимән.
I Ch UyCyr 22:10  У Мениң нам-шәривим үчүн бир ибадәтхана салиду. У Маңа оғул болиду, Мән униңға Ата болимән. Мән униң Исраилдики падишалиқ тәхтини мәңгү мустәһкәм қилимән», деди.
I Ch UyCyr 22:11  Оғлум, Пәрвәрдигар саңа яр болсун. Сән Пәрвәрдигар Худаниң дегини бойичә Униңға атап бир ибадәтхана салғанда, сени Худа муваппәқийәткә ериштүрсун.
I Ch UyCyr 22:12  Сениң исраилларни Пәрвәрдигарниң қануни бойичә башқурушуң үчүн, Пәрвәрдигариң Худа саңа әқил-парасәт ата қилсун.
I Ch UyCyr 22:13  Әгәр сән Пәрвәрдигарниң Муса арқилиқ исраилларға чүшәргән әмир-пәрман вә түзүмлирини толуқ иҗра қилсаң, муваппәқийәт қазинисән. Сән қәйсәр вә җасарәтлик бол. Һәргиз қорқма һәм чүшкүнләшмә.
I Ch UyCyr 22:14  Қара оғлум, мән Пәрвәрдигарға атап ибадәтхана селиш үчүн нурғун җапа-мәшәқәтләр билән үч миң бәш йүз тонна алтун, 35 миң тонна күмүч, һәдди-һесапсиз мис вә төмүр тәйярлидим. Мән йәнә яғач вә таш материалларниму тәйярлидим. Лекин сән техиму көпәйтишиң керәк.
I Ch UyCyr 22:15  Сениң нурғун ишчилириң, йәни ташчи, тамчи вә яғашчи маһир устилириң бар.
I Ch UyCyr 22:16  Йәнә алтун, күмүч, мис вә төмүрләрни пишшиқлап ишләләйдиған нурғунлиған маһир һүнәрвәнлириң бар. Қени, һазирла ишни башлиғин. Пәрвәрдигар саңа яр болсун.
I Ch UyCyr 22:17  Давут йәнә исраилларниң барлиқ ақсақаллириға: «Оғлум Сулайманға ярдәм қилиңлар», дәп әмир қилип, мундақ деди:
I Ch UyCyr 22:18  — Пәрвәрдигариңлар Худа силәр билән биллидур. Силәргә һәр тәрәптин течлиқ ата қилиду. У илгири бу йәрдә яшиған ят хәлиқләрни мениң илкимгә тапшурған еди. Улар әнди Пәрвәрдигаримизниң вә Униң хәлқи болған силәрниң илкиңларда болиду.
I Ch UyCyr 22:19  Һазирдин башлап силәр пүтүн җан-дилиңлар билән Пәрвәрдигариңлар Худаға бойсунуп, Униң нам-шәривигә аталған ибадәтханини ясашни башлаңлар. Шундақ қилғандила келишим сандуғи вә Худаға тәвә муқәддәс нәрсиләрни униң ичигә қоялайсиләр.
Chapter 23
I Ch UyCyr 23:1  Давут қерип, санақлиқла күнлири қалғанда, оғли Сулайманни Исраилға падиша қилип тиклиди.
I Ch UyCyr 23:2  Давут исраилларниң барлиқ ақсақаллири, роһанийлири вә лавийларни чақиртип кәлди.
I Ch UyCyr 23:3  У лавийларниң оттуз яштин жуқурилирини тизимлиди, улар җәми 38 миң нәпәр әр чиқти.
I Ch UyCyr 23:4  Давут буларниң ичидин 24 миң кишини ибадәтханиниң хизмитини башқурушқа қойди. Йәнә алтә миң кишини ибадәтханиниң әмәлдарлири вә сотчилири қилип тайинлиди.
I Ch UyCyr 23:5  Йәнә төрт миң кишини дәрвазивәнликкә қойди, қалған төрт миң кишини Давут өзи ясатқузған чалғуларни челип, Пәрвәрдигарни мәдһийиләш ишлириға җавапкәр қилди.
I Ch UyCyr 23:6  Давут лавийларни уруқ-җамаити бойичә Гершон, Қоһат вә Мирари дәп үч топқа бөлди.
I Ch UyCyr 23:7  Гершонниң Ладан вә Шимъи исимлиқ оғуллири бар еди.
I Ch UyCyr 23:8  Ладанниң чоң оғли Йихиел еди, униңдин башқа Зетам вә Йоел исимлиқ оғуллири болуп, җәми үч оғли бар еди.
I Ch UyCyr 23:9  Уларниң һәммиси Ладан җамаитиниң башлиқлири еди. Шимъиниң Шиломот, Хазиел вә Һаран дәп үч оғли бар еди.
I Ch UyCyr 23:10  Шимъи кейин йәнә Яхат, Зиза, Йиуш вә Бириа исимлиқ төрт оғул пәрзәнт көрди.
I Ch UyCyr 23:11  Яхат оғулларниң чоңи, Зиза оғулларниң иккинчиси еди. Йиуш билән Бирианиң әвлади көп болмиғачқа, улар қошулуп бир җамаәт қилип һесапланди.
I Ch UyCyr 23:12  Қоһатниң төрт оғли болуп, уларниң исимлири Амрам, Йизһар, Һиброн вә Уззиел еди.
I Ch UyCyr 23:13  Амрамниң Һарун вә Муса исимлиқ икки оғли бар еди. Һарун вә униң әвлатлири Пәрвәрдигарниң хизмитигә аталған болуп, улар әң муқәддәс буюмларни башқурушқа муқум орунлаштурулған еди. Улар Пәрвәрдигарниң һозурида Униңға атап қурванлиқ қилишқа, Пәрвәрдигарниң намида дуа қилишқа вә хәлиққә мәңгү бәхит тиләшкә тайинланған еди.
I Ch UyCyr 23:14  Худаниң йеқин адими Мусаниң әвлатлири Лавий қәбилисиниң бир тармиғи һесаплинатти.
I Ch UyCyr 23:15  Мусаниң Гершон вә Әлиәзәр исимлиқ оғуллири бар еди.
I Ch UyCyr 23:16  Гершонниң чоң оғлиниң исми Шибуел еди.
I Ch UyCyr 23:17  Әлиәзәрниң бирла оғли болуп, исми Рихабя еди. Лекин Рихабяниң пәрзәнтлири көп еди.
I Ch UyCyr 23:18  Қоһатниң иккинчи оғли Йизһарму оғул пәрзәнт көргән еди. Униң тунҗа оғлиниң исми Шиломит еди.
I Ch UyCyr 23:19  Қоһатниң үчинчи оғли Һиброн төрт оғул көргән болуп, тунҗа оғлиниң исми Йирия, иккинчи оғлиниң исми Амаря, үчинчи оғлиниң исми Яхазиел, төртинчи оғлиниң исми Йиқамъам еди.
I Ch UyCyr 23:20  Қоһатниң кәнҗә оғли Уззиелниң икки оғли болуп, чоң оғлиниң исми Микаһ, кичик оғлиниң исми Йишшия еди.
I Ch UyCyr 23:21  Мирариниң Махли вә Муши дегән оғуллири бар еди. Махлиниң Әлъазар, Киш дегән оғуллири бар еди.
I Ch UyCyr 23:22  Әлъазар аләмдин өткәнгә қәдәр оғул пәрзәнт көрмиди, униң пәқәт қизлирила бар еди. Униң қизлири өз җамаитидин болған Кишниң оғуллириға ятлиқ болди.
I Ch UyCyr 23:23  Мушиниң Махли, Әдәр, Йиремот дәп үч оғли бар еди.
I Ch UyCyr 23:24  Мана булар лавийларниң уруқ-җамаәтлириниң айрим-айрим һалда җамаәт башлиқлириниң нами бойичә тизимға елинған әвлатлири болуп, умумән 20 яштин жуқури лавийларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң ибадәтханисиниң хизмитигә қоюлған еди.
I Ch UyCyr 23:25  Давут мундақ дегән еди: «Пәрвәрдигар, йәни исраилларни таллиған Худа Өз хәлқигә течлиқ ата қилди. Әнди У мәңгү Йерусалимда яшайду.
I Ch UyCyr 23:26  Шундақ екән, буниңдин кейин Пәрвәрдигарниң ибадәт чедирини вә униң ичидики ибадәт қилишқа ишлитилидиған буюмларни лавийларниң көтирип жүрүши һаҗәт әмәс».
I Ch UyCyr 23:27  Давутниң җан үзүш алдида қилған әмирлиригә асасән, жигирмә яштин жуқури лавийларниң һәммиси тизимға елинған еди.
I Ch UyCyr 23:28  Лавийларниң вәзипилири Пәрвәрдигарниң ибадәтханисида хизмәт қиливатқан Һарунниң әвлатлириға ярдәмлишип, ибадәтханиниң һойлилири вә ян ханилирини башқуруш, барлиқ муқәддәс буюмларни пакизлаш вә шуниңға даир башқа ишларниму қилиш еди.
I Ch UyCyr 23:29  Улар йәнә Пәрвәрдигарға аталған нанларни, петир нанларни вә чәлпәкләрни пиширишқа вә һәдийә қилинидиған сүпәтлик унларни тәйярлашқа һәм бу нәрсиләрниң миқдари вә санини бәлгүләшкә җавапкәр еди.
I Ch UyCyr 23:30  Улар һәр күни әтигән вә кәчтә ибадәтханида Пәрвәрдигарға миннәтдарлиқ билдүрүши вә Уни мәдһийиләп, һәмдусана оқуши керәк еди.
I Ch UyCyr 23:31  Демәк, һәр дәм елиш күнлиридә, йеңи ай мәйримидә яки башқа бәлгүләнгән мәйрәм күнлиридә көйдүрмә қурванлиқлар қилинғанда, улар Пәрвәрдигарға миннәтдарлиқ билдүрүп, Уни мәдһийиләп һәмдусаналар оқуши керәк еди. Пәрвәрдигарниң һозурида дайим хизмәт қилидиған лавийларниң сани ибадәтханиниң тәливигә мувапиқ болуши шәрт еди.
I Ch UyCyr 23:32  Лавийлар Пәрвәрдигар билән учришиш чедири вә ибадәтханиға қарашқа җавапкәр болуп, улар Пәрвәрдигарниң ибадәтханисида хизмәт қиливатқан, өзлириниң қериндашлири болған Һарунниң әвлатлириға ярдәм бериши керәк еди.
Chapter 24
I Ch UyCyr 24:1  Һарунниң әвлатлири бир нәччә топқа бөлүнгән еди. Һарунниң Надаб, Абиһу, Әлъазар вә Итамар исимлиқ оғуллири бар еди.
I Ch UyCyr 24:2  Лекин Надаб вә Абиһу атисидин бурун түгәп кәткән болуп, улар оғул пәрзәнт көрмигән еди. Шуңа Әлъазар билән Итамар роһаний болди.
I Ch UyCyr 24:3  Падиша Давут Әлъазарниң әвлади Задоқ вә Итамарниң әвлади Ахимәләкниң ярдими билән Һарун әвладини уларниң вәзипилиригә асасән бирқанчә топқа айриди.
I Ch UyCyr 24:4  Әлъазарниң әвлади ичидә җамаәт башлиқлири Итамарниң әвладиға қариғанда көпирәк болғанлиғи үчүн, Әлъазарниң әвлади он алтә топқа, Итамарниң әвлади сәккиз топқа айрилди.
I Ch UyCyr 24:5  Худаниң ибадәтханисида хизмәт қилидиған әмәлдарларниң бир қисми Әлъазар әвладидин, йәнә бир қисми Итамар әвладидин болғачқа, чәк тартиш усули билән хизмәтләр адил һалда бөлүп берилди.
I Ch UyCyr 24:6  Лавийлардин болған Нитанйелниң оғли Шимая хәтчи болуп, чәк нәтиҗисини тизимлап маңди. Падиша, әмәлдарлар, роһаний Задоқ, Әбиятарниң оғли Ахимәләк, роһанийлар вә лавийларниң җамаәт башлиқлири чәк тартишқа гува болди. Әлъазар билән Итамарниң әвлатлири новәт билән чәк тартти.
I Ch UyCyr 24:7  Биринчи чәк Йиһоярибқа, иккинчи чәк Йидаяға,
I Ch UyCyr 24:8  үчинчи чәк Харимға, төртинчи чәк Сиоримға,
I Ch UyCyr 24:9  бәшинчи чәк Малкияға, алтинчи чәк Мияминға,
I Ch UyCyr 24:10  йәттинчи чәк Хаққозға, сәккизинчи чәк Абияға,
I Ch UyCyr 24:11  тоққузинчи чәк Йешуваға, онинчи чәк Шиканяға,
I Ch UyCyr 24:12  он биринчи чәк Әляшибқа, он иккинчи чәк Яқимға,
I Ch UyCyr 24:13  он үчинчи чәк Хуппаһқа, он төртинчи чәк Йәшәбъабқа,
I Ch UyCyr 24:14  он бәшинчи чәк Билгаһқа, он алтинчи чәк Иммерға,
I Ch UyCyr 24:15  он йәттинчи чәк Хезирға, он сәккизинчи чәк Һаппиззезға,
I Ch UyCyr 24:16  он тоққузинчи чәк Питахяға, жигирминчи чәк Йиһәзкәлгә,
I Ch UyCyr 24:17  жигирмә биринчи чәк Якинға, жигирмә иккинчи чәк Гамулға,
I Ch UyCyr 24:18  жигирмә үчинчи чәк Дилаяға, жигирмә төртинчи чәк Маазяға чиқти.
I Ch UyCyr 24:19  Бу адәмләр өзлириниң әҗдади болған Һарунниң көрсәтмилири бойичә Пәрвәрдигарниң ибадәтханисида өз вәзипилирини ада қилишти. Бу көрсәтмиләрни Пәрвәрдигар — исраилларни таллиған Худа Һарунға чүшәргән еди.
I Ch UyCyr 24:20  Лавийлардин болған башқа җамаәт башлиқлириниң исимлири мундақ еди: Амрам әвладидин Шубаел, Шубаел әвладидин Йәхдия,
I Ch UyCyr 24:21  Рихабя әвладидин тунҗа оғли Йишшия,
I Ch UyCyr 24:22  Йизһар әвладидин Шиломот, Шиломот әвладидин Яхат.
I Ch UyCyr 24:23  Һибронниң чоң оғли Йирия, иккинчи оғли Амаря, үчинчи оғли Яхазиел, төртинчи оғли Йиқамъам,
I Ch UyCyr 24:24  Уззиел әвладидин Микаһ, Микаһ әвладидин Шамир
I Ch UyCyr 24:25  вә Микаһниң иниси Йишшия, Йишшия әвладидин Зикирия,
I Ch UyCyr 24:26  Мирариниң әвладидин Махли вә Муши, Яазия әвладидин Бино,
I Ch UyCyr 24:27  Мирариниң Яазия әвладидин Бино, Шоһам, Заккур вә Ибри,
I Ch UyCyr 24:28  Махлиниң әвладидин Әлъазар, Әлъазарниң оғуллири йоқ еди.
I Ch UyCyr 24:29  Кишниң әвладидин Йирахмиел,
I Ch UyCyr 24:30  Муши әвладидин Махли, Әдәр вә Йиримот. Мана булар лавийларниң җамаәт башлиқлири еди.
I Ch UyCyr 24:31  Буларму худди Һарунниң әвлатлириға охшаш чәк тартиш усули билән йешиниң чоң-кичиклигигә қаримай, өз вәзипилирини тәхсим қилишивалди. Буниңға Давут падиша, Задоқ, Ахимәләк, роһанийлар вә лавийларниң җамаәт башлиқлири гува болди.
Chapter 25
I Ch UyCyr 25:1  Давут падиша ләшкәр башлири билән биргә лавийлардин болған Асаф, Һеман вә Йидутунниң әвлатлириниң бәзилирини лира, чилтар вә җаңларни челип, Худаниң сөзлирини җакалашқа тайинлиди. Бу нәғмичиләрниң тизимлиги вә уларниң вәзиписи төвәндикидәк еди:
I Ch UyCyr 25:2  Асафниң Заккур, Йүсүп, Нитаня вә Асаръела исимлиқ оғуллири бар еди. Улар падишаниң әмри бойичә Худаниң сөзлирини җакалайдиған атисиниң йетәкчилигидә еди.
I Ch UyCyr 25:3  Йидутунниң Гидаля, Зири, Йәшая, Шимъи, Хашабя вә Маттитя исимлиқ алтә оғли болуп, улар атисиниң йетәкчилигидә лира челип, Пәрвәрдигарни мәдһийиләп, һәмдусаналар оқатти вә Худаниң сөзлирини җакалатти.
I Ch UyCyr 25:4  Падишаниң хизмитидә болуватқан ғайипни билгүчи Һеманниң Буққия, Маттаня, Уззиел, Шибуел, Йиримот, Хананя, Ханани, Әлията, Гиддалти, Ромамти-Әзәр, Йошбиқаша, Маллоти, Һотир вә Махазиот исимлиқ оғуллири бар еди. Худа Өз вәдисигә бенаән Һеманға шапаәт қилип, униңға он төрт оғул вә үч қиз пәрзәнт бәргән еди.
I Ch UyCyr 25:5  Падишаниң хизмитидә болуватқан ғайипни билгүчи Һеманниң Буққия, Маттаня, Уззиел, Шибуел, Йиримот, Хананя, Ханани, Әлията, Гиддалти, Ромамти-Әзәр, Йошбиқаша, Маллоти, Һотир вә Махазиот исимлиқ оғуллири бар еди. Худа Өз вәдисигә бенаән Һеманға шапаәт қилип, униңға он төрт оғул вә үч қиз пәрзәнт бәргән еди.
I Ch UyCyr 25:6  Бу адәмләрниң һәммиси атилириниң йетәкчилигидә Пәрвәрдигарниң ибадәтханисида хизмәт қилип, һәмдусана оқуш вә җаң, чилтар, лира челиш билән шуғуллиништи. Асаф, Йидутун вә Һеман беваситә падишаниң әмригә бойсунатти.
I Ch UyCyr 25:7  Уларға қериндашлирини қошқанда, җәми 288 киши болуп, улар жуқури маһарәткә егә, кәспий нәғмичиләр еди.
I Ch UyCyr 25:8  Бу нәғмичиләр яш-қери, устаз-шагирт дәп айримай, чәк тартиш арқилиқ вәзипилирини бәлгүлиди.
I Ch UyCyr 25:9  Биринчи чәк Асаф җамаитидин болған Йүсүп вә униң оғуллири һәм туққанлиридин болуп, җәми 12 кишигә чиқти. Иккинчи чәк Гидаля вә униң оғуллири һәм туққанлиридин болуп, җәми 12 кишигә чиқти.
I Ch UyCyr 25:10  Үчинчи чәк Заккур вә униң оғуллири һәм туққанлиридин болуп, җәми 12 кишигә чиқти.
I Ch UyCyr 25:11  Төртинчи чәк Йизри вә униң оғуллири һәм туққанлиридин болуп, җәми 12 кишигә чиқти.
I Ch UyCyr 25:12  Бәшинчи чәк Нитаня вә униң оғуллири һәм туққанлиридин болуп, җәми 12 кишигә чиқти.
I Ch UyCyr 25:13  Алтинчи чәк Буққия вә униң оғуллири һәм туққанлиридин болуп, җәми 12 кишигә чиқти.
I Ch UyCyr 25:14  Йәттинчи чәк Йисаръела вә униң оғуллири һәм туққанлиридин болуп, җәми 12 кишигә чиқти.
I Ch UyCyr 25:15  Сәккизинчи чәк Йишая вә униң оғуллири һәм туққанлиридин болуп, җәми 12 кишигә чиқти.
I Ch UyCyr 25:16  Тоққузинчи чәк Маттаня вә униң оғуллири һәм туққанлиридин болуп, җәми 12 кишигә чиқти.
I Ch UyCyr 25:17  Онинчи чәк Шимъи вә униң оғуллири һәм туққанлиридин болуп, җәми 12 кишигә чиқти.
I Ch UyCyr 25:18  Он биринчи чәк Азаръел вә униң оғуллири һәм туққанлиридин болуп, җәми 12 кишигә чиқти.
I Ch UyCyr 25:19  Он иккинчи чәк Хашабя вә униң оғуллири һәм туққанлиридин болуп, җәми 12 кишигә чиқти.
I Ch UyCyr 25:20  Он үчинчи чәк Шубаел вә униң оғуллири һәм туққанлиридин болуп, җәми 12 кишигә чиқти.
I Ch UyCyr 25:21  Он төртинчи чәк Маттитя вә униң оғуллири һәм туққанлиридин болуп, җәми 12 кишигә чиқти.
I Ch UyCyr 25:22  Он бәшинчи чәк Йиремот вә униң оғуллири һәм туққанлиридин болуп, җәми 12 кишигә чиқти.
I Ch UyCyr 25:23  Он алтинчи чәк Хананя вә униң оғуллири һәм туққанлиридин болуп, җәми 12 кишигә чиқти.
I Ch UyCyr 25:24  Он йәттинчи чәк Йошбиқаша вә униң оғуллири һәм туққанлиридин болуп, җәми 12 кишигә чиқти.
I Ch UyCyr 25:25  Он сәккизинчи чәк Ханани вә униң оғуллири һәм туққанлиридин болуп, җәми 12 кишигә чиқти.
I Ch UyCyr 25:26  Он тоққузинчи чәк Маллоти вә униң оғуллири һәм туққанлиридин болуп, җәми 12 кишигә чиқти.
I Ch UyCyr 25:27  Жигирминчи чәк Әлията вә униң оғуллири һәм туққанлиридин болуп, җәми 12 кишигә чиқти.
I Ch UyCyr 25:28  Жигирмә биринчи чәк Һотир вә униң оғуллири һәм туққанлиридин болуп, җәми 12 кишигә чиқти.
I Ch UyCyr 25:29  Жигирмә иккинчи чәк Гиддалти вә униң оғуллири һәм туққанлиридин болуп, җәми 12 кишигә чиқти.
I Ch UyCyr 25:30  Жигирмә үчинчи чәк Махазиот вә униң оғуллири һәм туққанлиридин болуп, җәми 12 кишигә чиқти.
I Ch UyCyr 25:31  Жигирмә төртинчи чәк Ромамти-Әзәр вә униң оғуллири һәм туққанлиридин болуп, җәми 12 кишигә чиқти.
Chapter 26
I Ch UyCyr 26:1  Дәрвазивәнликкә төвәндики лавийлар бәлгүләнгән еди: Кораһ әвладидин болған Асаф җамаитидин Қорениң оғли Мишәләмя.
I Ch UyCyr 26:2  Мишәләмяниң йәттә оғли болуп, чоң оғли Зикирия, иккинчиси Йидиаел, үчинчи оғли Зибадя, төртинчи оғли Ятниел,
I Ch UyCyr 26:3  бәшинчи оғли Елам, алтинчи оғли Йиһоханан, йәттинчи оғли Әлйиһоенай еди.
I Ch UyCyr 26:4  Худаниң бәрикити билән Обед-Идом сәккиз оғул пәрзәнт көргән еди. Чоң оғлиниң исми Шимая, иккинчиси Йиһозабад, үчинчиси Йоах, төртинчиси Сакар, бәшинчиси Нитанъел, алтинчиси Аммиел, йәттинчиси Иссакар, сәккизинчиси Пиуллитай еди.
I Ch UyCyr 26:5  Худаниң бәрикити билән Обед-Идом сәккиз оғул пәрзәнт көргән еди. Чоң оғлиниң исми Шимая, иккинчиси Йиһозабад, үчинчиси Йоах, төртинчиси Сакар, бәшинчиси Нитанъел, алтинчиси Аммиел, йәттинчиси Иссакар, сәккизинчиси Пиуллитай еди.
I Ch UyCyr 26:6  Обед-Идомниң оғли Шимаяниңму оғуллири бар еди. Улар қабилийәтлик болғанлиғи үчүн, һәр қайсиси өз ата җамаитиниң җамаәт башлиқлири болған еди.
I Ch UyCyr 26:7  Улар төрт оғул болуп, исимлири Отни, Рифаел, Обед вә Әлзабад еди. Уларниң туққанлири Әлиһу билән Симакяму қабилийәтлик кишиләр еди.
I Ch UyCyr 26:8  Обед-Идомниң бу әвлатлири җәми атмиш икки киши болуп, уларниң һәммиси интайин қабилийәтлик вә өз хизмәтлиригә күч чиқиралайдиған адәмләр еди.
I Ch UyCyr 26:9  Мишәләмяниң оғуллири вә туққанлири җәми он сәккиз киши болуп, уларму қабилийәтлик адәмләр еди.
I Ch UyCyr 26:10  Мирариниң әвладидин болған Хосаһниң төрт оғли болуп, униң ичидики Шимри дегән оғли гәрчә тунҗа оғул болмисиму, атиси уни җамаәт башлиғи қилған еди.
I Ch UyCyr 26:11  Хосаһниң иккинчи оғлиниң исми Хилқия, үчинчи оғлиниң исми Тибаля, төртинчи оғлиниң исми Зикирия еди. Хосаһ җамаитидин он үч адәм бар еди.
I Ch UyCyr 26:12  Дәрвазивәнләр җамаәтләр бойичә айрим-айрим топларға бөлүнгән болуп, һәрқайси топтикиләр Пәрвәрдигарниң ибадәтханисида хизмәт қиливатқан башқа лавийларға охшаш өз хизмәтлирини ада қилатти.
I Ch UyCyr 26:13  Һәрбир җамаәт мәйли чоң яки кичик болсун, чәк ташлаш арқилиқ уларниң қайси дәрвазиға җавапкәр болидиғанлиғиму ениқ қилип бәлгүләнгән еди.
I Ch UyCyr 26:14  Шәрқий дәрвазини қоғдашниң чеки Шәләмяға чиқти. Кейин оғли Зикирияға чәк ташланди, Зикирия дана мәслиһәтчи еди, униңға шималий дәрваза чиқти.
I Ch UyCyr 26:15  Обед-Идомға чәк ташланғанда, униңға җәнубий дәрваза чиқти. Оғуллириға болса амбарға җавапкәр болуш чеки чиқти.
I Ch UyCyr 26:16  Шуппим билән Хосаһқа ғәрбий дәрваза вә жуқуриға өрләйдиған йолдики Шалләкәт дәрвазисиниң чеки чиқти. Дәрвазивәнләр бәлгүләнгән вақитта новәт билән алмишип күзәтчилик қилиши керәк еди.
I Ch UyCyr 26:17  Һәр күни шәрқий дәрвазида алтә дәрвазивән, шималий дәрвазида төрт дәрвазивән, җәнубий дәрвазида төрт дәрвазивән новәт билән күзәтчилик қилатти. Амбарға иккидин адәм новәт билән қаратти.
I Ch UyCyr 26:18  Ғәрбий һойлиниң йенидики йолда төрт адәм, һойлида болса икки адәм новәт билән күзәтчилик қилатти.
I Ch UyCyr 26:19  Кораһ вә Мирариниң әвлатлириға мана мошундақ күзәтчилик вәзиписи тәхсим қилип берилгән еди.
I Ch UyCyr 26:20  Ахия башчилиғидики башқа лавийлар Худаниң ибадәтханисидики ғәзниләрни вә Худаға тәғдим қилинған буюмлар сақлинидиған амбарни башқурушқа җавапкәр еди.
I Ch UyCyr 26:21  Гершон әвлади болған Ладанниң әвладидин көплигән җамаәт башлиқлири чиққан еди. Ладанниң оғли Йихиели,
I Ch UyCyr 26:22  Йихиелиниң оғуллири Зетам билән иниси Йоел Пәрвәрдигарниң ибадәтханисидики ғәзниләргә җавапкәр еди.
I Ch UyCyr 26:23  Амрам, Йизһар, Һиброн вә Уззиелниң әвлатлириғиму вәзипиләр тәхсим қилип берилгән еди:
I Ch UyCyr 26:24  Мусаниң оғли Гершон әвладидин болған Шибуел ибадәтханиниң баш ғәзничиси еди.
I Ch UyCyr 26:25  Төвәндикиләр Шибуелниң туққанлири болуп, улар Әлиәзәрниң әвлатлиридур. Әлиәзәрниң оғли Рихабя, Рихабяниң оғли Йишая, Йишаяниң оғли Йорам, Йорамниң оғли Зикри вә Зикриниң оғли Шиломот.
I Ch UyCyr 26:26  Шиломот вә униң җамаити ғәзнидики Пәрвәрдигарға тәғдим қилинған буюмларни башқуратти. Бу ғәзнидә падиша Давут, һәрқайси җамаәт башлиқлири, миңбеши, йүзбеши вә башқа ләшкәр башлири Пәрвәрдигарға тәғдим қилған буюмлар сақланған еди.
I Ch UyCyr 26:27  Улар җәңләрдә қолға чүшәргән олҗиларниң бир қисмини Пәрвәрдигарниң ибадәтханисини яхшилаш үчүн тәғдим қилатти.
I Ch UyCyr 26:28  Ибадәтханидики барлиқ соғатларни, йәни ғайипни билгүчи Самуил, Кишниң оғли падиша Саул, Нерниң оғли Абнер вә Зируяниң оғли Йоаблар Пәрвәрдигарға атап тәғдим қилған соғатларниму Шиломит вә униң җамаити башқуратти.
I Ch UyCyr 26:29  Йизһарниң әвлади Кинаня вә униң оғуллири Исраилниң мәмурий вә дава ишлириға тайинлинип, ибадәтханиниң сиртидики ишларни башқурушқа җавапкәр қилинди.
I Ch UyCyr 26:30  Һиброн әвладидин болған Хашабя вә униң бир миң йәттә йүз нәпәр туққини мәмурий ишларға тайинланди, улар қабилийәтлик адәмләр еди. Улар Иордан дәриясиниң ғәрбий тәрипидики Исраил қәбилилиригә җавапкәр болуп, Пәрвәрдигар вә падишаниң хизмитини қилатти.
I Ch UyCyr 26:31  Нәсәбнамидә хатирилинишичә Һиброн әвладидин болған Йирия Һиброн җамаитиниң башлиғи еди. Давут падиша һакимийитиниң 40-жилида нәсәбнамиләргә даир барлиқ язма материаллар көрүп чиқилған болуп, бу материалларда Гилъадтики Язер шәһиридә Һиброн әвлади ичидә қабилийәтлик адәмләрниң барлиғи хатириләнгән еди.
I Ch UyCyr 26:32  Падиша Давут Йирияниң туққанлиридин икки миң йәттә йүз нәпәр қабилийәтлик җамаәт башлиқлирини мәмурий ишларға җавапкәр қилип тайинлиди. Улар Иордан дәриясиниң шәриқ тәрипидики Рубен, Гад қәбилилиригә вә Манассә қәбилисиниң йеримиға җавапкәр болуп, Худа вә падишаниң хизмитини қилатти.
Chapter 27
I Ch UyCyr 27:1  Төвәндикиләр исраилларниң һәрқайси җамаәт башлиқлири, миңбеши вә йүзбешини өз ичигә алған ләшкәр башлириниң тизимлиги болуп, булар падишаниң хизмитини қилатти. Улар һәр жили бир айдин новәтлишип вәзипә өтәйдиған қисимларни башқуратти. Һәрбир қисим 24 миң адәмдин тәшкил тапқан еди.
I Ch UyCyr 27:2  Биринчи айда вәзипә өтәйдиған қисимниң ләшкәр беши Забдиелниң оғли Яшабъам еди. Униң қисми 24 миң адәмдин тәшкил тапқан еди.
I Ch UyCyr 27:3  Яшабъам Пәрәс әвладидин болуп, у шу айда вәзипә өтәйдиған қисимниң барлиқ ләшкәр башлирини башқуратти.
I Ch UyCyr 27:4  Иккинчи айда вәзипә өтәйдиған қисимниң ләшкәр беши Аховах әвладидин болған Додай болуп, униң оң қол ярдәмчиси Миқлот еди. Униң қисми 24 миң адәмдин тәшкил тапқан еди.
I Ch UyCyr 27:5  Үчинчи айда вәзипә өтәйдиған қисимниң ләшкәр беши Биная еди. У роһаний Йиһояданиң оғли еди. Униң қисми 24 миң адәмдин тәшкил тапқан еди.
I Ch UyCyr 27:6  Биная «Оттуз баһадир» ичидики батур җәңчи еди. У йәнә «Оттуз баһадирниң» ләшкәр беши еди. Бинаяниң оғли Аммизабадму қисимниң ләшкәр башлириниң бири еди.
I Ch UyCyr 27:7  Төртинчи айда вәзипә өтәйдиған қисимниң ләшкәр беши Йоабниң иниси Асаел еди. Асаелдин кейин оғли Зибадя атисиниң орниға чиқти. Униң қисми 24 миң адәмдин тәшкил тапқан еди.
I Ch UyCyr 27:8  Бәшинчи айда вәзипә өтәйдиған қисимниң ләшкәр беши Шамһут болуп, у Йизрах әвладидин еди. Униң қисми 24 миң адәмдин тәшкил тапқан еди.
I Ch UyCyr 27:9  Алтинчи айда вәзипә өтәйдиған қисимниң ләшкәр беши тиқовалиқ Иққешниң оғли Ира еди. Униң қисми 24 миң адәмдин тәшкил тапқан еди.
I Ch UyCyr 27:10  Йәттинчи айда вәзипә өтәйдиған қисимниң ләшкәр беши пилонлуқ Хәләз болуп, у Әфрайим қәбилисидин еди. Униң қисми 24 миң адәмдин тәшкил тапқан еди.
I Ch UyCyr 27:11  Сәккизинчи айда вәзипә өтәйдиған қисимниң ләшкәр беши хушаһлиқ Сиббикай болуп, Сиббикай Зәрах әвладидин еди. Униң қисми 24 миң адәмдин тәшкил тапқан еди.
I Ch UyCyr 27:12  Тоққузинчи айда вәзипә өтәйдиған қисимниң ләшкәр беши анатотлуқ Абиәзәр болуп, у Бинямин қәбилисидин еди. Униң қисми 24 миң адәмдин тәшкил тапқан еди.
I Ch UyCyr 27:13  Онинчи айда вәзипә өтәйдиған қисимниң ләшкәр беши нитофалиқ Маһрай болуп, у Зәрах әвладидин еди. Униң қисми 24 миң адәмдин тәшкил тапқан еди.
I Ch UyCyr 27:14  Он биринчи айда вәзипә өтәйдиған қисимниң ләшкәр беши пиръатонлуқ Биная болуп, у Әфрайим қәбилисидин еди. Униң қисми 24 миң адәмдин тәшкил тапқан еди.
I Ch UyCyr 27:15  Он иккинчи айда вәзипә өтәйдиған қисимниң ләшкәр беши нитофалиқ Хәлдай болуп, у Отниел әвладидин еди. Униң қисми 24 миң адәмдин тәшкил тапқан еди.
I Ch UyCyr 27:16  Төвәндикиләр Исраилдики қәбилиләр башлиқлириниң тизимлигидур. Рубен қәбилисиниң башлиғи — Зикриниң оғли Әлиәзәр, Шимон қәбилисиниң башлиғи — Мааканиң оғли Шифатя,
I Ch UyCyr 27:17  Лавий қәбилисиниң башлиғи — Кимуелниң оғли Хашабя, Һарун җамаитиниң башлиғи — Задоқ,
I Ch UyCyr 27:18  Йәһуда қәбилисиниң башлиғи — Давутниң акиси Әлиһу, Иссакар қәбилисиниң башлиғи — Микаилниң оғли Омри.
I Ch UyCyr 27:19  Зәбулун қәбилисиниң башлиғи — Обадияниң оғли Йишмая, Нафтали қәбилисиниң башлиғи — Азриелниң оғли Йиримот,
I Ch UyCyr 27:20  Әфрайим қәбилисиниң башлиғи — Азазяниң оғли Һошия, Манассә қәбилисиниң ғәрбий йериминиң башлиғи — Пидаяниң оғли Йоел,
I Ch UyCyr 27:21  Гилъадтики Манассә қәбилисиниң шәрқий йериминиң башлиғи — Зикирияниң оғли Иддо, Бинямин қәбилисиниң башлиғи — Абнерниң оғли Яасиел,
I Ch UyCyr 27:22  Дан қәбилисиниң башлиғи — Йирохамниң оғли Азаръел, Исраилдики һәрқайси қәбилиләрниң башлиқлири әйнә шулардин ибарәт еди.
I Ch UyCyr 27:23  Давут Исраил хәлқини тизимға алғанда, жигирмә яштин төвәнләрни тизимлимиған еди. Чүнки Пәрвәрдигар: «Мән исраилларниң санини асмандики юлтузлардәк көп қилимән», дәп вәдә қилған еди.
I Ch UyCyr 27:24  Зируяниң оғли Йоаб хәлиқни тизимлашни башлиған болсиму, лекин толуқ тизимлап болалмиған еди. Чүнки у хәлиқни тизимға алғанда Пәрвәрдигар исраилларға ғәзәпләнгән еди. Шуңа уларниң сани падиша Давутниң жилнамисигә киргүзүлмигән еди.
I Ch UyCyr 27:25  Аделниң оғли Азмавәт ординиң амбарлириға җавапкәр еди. Уззияниң оғли Йонатан Исраилниң шәһәрлири вә шәһәр әтрапидики район, йеза-қишлақ вә қорғанлириға қарашлиқ амбарларға җавапкәр еди.
I Ch UyCyr 27:26  Килубниң оғли Әзри деханчилиқ ишлириға җавапкәр еди.
I Ch UyCyr 27:27  Рамаһлиқ Шимъи үзүмзарлиқларға җавапкәр еди. Шифамлиқ Забди үзүмзарлиқтики шарап сақлинидиған амбарларға җавапкәр еди.
I Ch UyCyr 27:28  Гәдәрлик Баал-Ханан ғәрбий идирлиқтики зәйтунлуқларға вә явайи әнҗирликләргә җавапкәр еди. Йоаш зәйтун яғлирини сақлайдиған амбарларға җавапкәр еди.
I Ch UyCyr 27:29  Шаронлуқ Шитрай Шарон түзләңлигидики кала падилириға, Адлайниң оғли Шафат җилғилардики кала падилириға җавапкәр еди.
I Ch UyCyr 27:30  Исмаил әвладидин болған Обил төгиләргә, меронотлуқ Йәхдия ешәкләргә җавапкәр еди.
I Ch UyCyr 27:31  Һагри әвладидин болған Язиз қой вә өшкә падилириға җавапкәр еди. Жуқуридики исми тилға елинған мана бу кишиләрниң һәммиси Давут падишаниң мал-мүлкини башқуратти.
I Ch UyCyr 27:32  Давутниң тағиси Йонатан данишмән адәм болуп, у мәслиһәтчи вә хәтчи еди. Хакмониниң оғли Йихиел падишаниң оғуллириниң тәлим-тәрбийисигә җавапкәр еди.
I Ch UyCyr 27:33  Ахитофәл падишаниң мәслиһәтчиси еди. Арки җамаитидин болған Хушай падишаниң дости еди.
I Ch UyCyr 27:34  Ахитофәлдин кейин униң орниға Бинаяниң оғли Йиһояда вә Әбиятар мәслиһәтчиләр болди. Йоаб пүтүн қошунниң беши еди.
Chapter 28
I Ch UyCyr 28:1  Давут падиша Исраилдики барлиқ әмәлдарларни, йәни һәрқайси қәбилиләрниң башлиқлирини, падишаға хизмәт қиливатқан һәрқайси һәрбий қисимларниң ләшкәр башлирини, миңбеши, йүзбашлирини, падиша вә шаһзадиләрниң мал-мүлүк, чарвилирини башқурғучиларни, орда хизмәткарлирини, баһадирларни вә башқа барлиқ батур җәңчиләрни Йерусалимға чақиртти.
I Ch UyCyr 28:2  Давут падиша орнидин туруп, уларға мундақ деди: — Қериндашлирим, хәлқим, гепимгә қулақ селиңлар! Мән әсли Пәрвәрдигарниң пут қойғучи болған келишим сандуғини сақлайдиған бир ибадәтхана салмақчи едим. Мән буниң үчүн қурулуш тәйярлиқлирини пүтирип қойған едим.
I Ch UyCyr 28:3  Лекин Худа: «Мениң нам-шәривим үчүн ибадәтханини сән салсаң болмайду, чүнки сән илгири көп җәңләрни қилип, нурғун адәмләрниң қенини төктүң», деди.
I Ch UyCyr 28:4  Һалбуки, Пәрвәрдигар — исраиллар етиқат қилип кәлгән Худа пүтүн җамаитимиз ичидин мени таллап, Исраил хәлқиниң мәңгүлүк падишаси қилип тиклиди. Чүнки У бу таллашта Йәһуда қәбилисини асас қилди, Йәһуда қәбилиси ичидин атамниң җамаитини мувапиқ көрди. Атамниң оғуллири ичидин У мени Исраилниң падишаси қилип тикләшни халиди.
I Ch UyCyr 28:5  Пәрвәрдигар маңа көп оғул бәрди һәм бу оғуллиримниң арисидин Сулайманни Исраилниң падишалиғиға таллап, Пәрвәрдигарниң падишалиқ тәхтигә олтарғузди.
I Ch UyCyr 28:6  Пәрвәрдигар маңа: «Мениң ибадәтханамни вә һойлилиримни оғлуң Сулайман салиду. Мән Сулайманни Өзәмгә оғул қилип таллидим, Мән униң Атисидурмән.
I Ch UyCyr 28:7  Әгәр у бүгүнкидәк Мениң әмир-пәрманлиримни һәр дайим қәтъий иҗра қилса, Мән униң тәхтини мәңгү мустәһкәм қилимән», деди.
I Ch UyCyr 28:8  Шуниң үчүн һазир мән Пәрвәрдигарниң җамаити болған пүтүн исраил хәлқи алдида, шундақла Худайимизниң гувалиғида силәргә шуни ейтимәнки, силәр Пәрвәрдигариңлар Худаниң барлиқ әмирлириниң бириниму қалдурмай иҗра қилишиңлар керәк. Шундақ қилғандила, мана бу гөзәл зиминға егә болалайсиләр, шундақла уни әвлатлириңларғиму мәңгү мирас қилип қалдуралайсиләр.
I Ch UyCyr 28:9  Оғлум Сулайман, атаң етиқат қилип кәлгән Худани тонуғин, пүтүн җан-дилиң вә ихтиярлиғиң билән Униң хизмитидә болғин. Чүнки У һәрбир инсанниң көңлидикини, униң нийитини билиду. Әгәр сән Уни издисәң, Уни чоқум тапалайсән, әгәр сән Униңдин йүз өрүсәң, Уму сени мәңгү ташлап кетиду.
I Ch UyCyr 28:10  Гепимгә қулақ сал, Пәрвәрдигар муқәддәс җай болған ибадәтханини селишқа сени таллиған екән, жүрәклик бол, бу ишқа бәл бағла!
I Ch UyCyr 28:11  Давут ибадәтханиниң қурулмисини, йәни ибадәтханиниң айвини, амбарлири, жуқури вә ичкири ханилириниң һәм әң муқәддәс җай — гунадин паклиниш җайиниң лайиһәсини оғли Сулайманға бәрди.
I Ch UyCyr 28:12  Давут униңға йәнә ибадәтханиниң һойлилири, әтрапидики өйләр вә Худаға аталған соғатларни сақлайдиған ғәзниләр һәққидиму Пәрвәрдигарниң өзиниң көңлигә салғанлири бойичә көрсәтмә бәрди.
I Ch UyCyr 28:13  Давут униңға йәнә роһанийлар вә лавийларни қандақ тәшкилләшкә, уларниң ибадәтханида қилидиған хизмәтлиригә вә хизмәт қилғанда ишлитилидиған буюмларға аит ишларниму чүшәндүрди.
I Ch UyCyr 28:14  Униңға йәнә Худаниң хизмитидә ишлитилидиған түрлүк буюмларға кетидиған алтун, күмүчниң миқдари,
I Ch UyCyr 28:15  йәни һәрбир алтун вә күмүч, чирақ вә чирақданларниң ишлитилидиған орниға қарап, униңға кетидиған алтун вә күмүчниң миқдари,
I Ch UyCyr 28:16  Худаға аталған нанларни қойидиған алтун ширәләргә кетидиған алтунниң миқдари вә күмүч ширәләргә кетидиған күмүчниң миқдари,
I Ch UyCyr 28:17  һәрбир алтун ара, алтун дас, алтун комзәк вә алтун, күмүч тәхсиләргә кетидиған алтун вә күмүчниң миқдари,
I Ch UyCyr 28:18  алтун исриқданға кетидиған алтунниң миқдарини бәлгүләп бәрди. Шундақла алтун һарвудики Пәрвәрдигарниң келишим сандуғиниң үстини ечилған қанатлири билән йепип туридиған алтун керубниң лайиһәсиниму Сулайманға бәрди.
I Ch UyCyr 28:19  Давут мундақ деди: — Мән буларниң һәммисини Пәрвәрдигарниң маңа Өз қоли билән көрсәткәнлири бойичә бирму-бир тәпсилий йезип чиқтим.
I Ch UyCyr 28:20  У оғли Сулайманға йәнә: — Сән қәйсәр вә җасарәтлик бол, ишни башла! Һәргиз қорқма һәм чүшкүнләшмә. Чүнки Пәрвәрдигар Худа, йәни мән етиқат қилип кәлгән Худа сән билән биллидур. Шуңа Пәрвәрдигарниң ибадәтханиси чоқум қурулиду, Пәрвәрдигар сәндин һәргиз айрилмайду, сени ташлимайду.
I Ch UyCyr 28:21  Мана қара, Худаниң ибадәтханисида роһанийлар вә лавийлар һәрқандақ хизмәтләрни қилишқа тәйяр туриду. Уста һүнәрвәнләрму саңа җан-дили вә ихтиярлиғи билән ярдәм қилиду. Пүтүн әмәлдар вә хәлиқ сениң буйруғуңға бойсуниду, — деди.
Chapter 29
I Ch UyCyr 29:1  Давут падиша пүтүн җамаәткә мундақ деди: — Худа таллиған оғлум Сулайман техи яш һәм тәҗрибисиз, амма қилидиған иши интайин бүйүктур. Интайин чоң бир қурулуш, чүнки ибадәтхана инсанлар үчүн әмәс, бәлки Пәрвәрдигар Худаниң шан-шәриви үчүн селиниду.
I Ch UyCyr 29:2  Худайимниң бу ибадәтханиси үчүн мән пүтүн күчүм билән йетәрлик алтун, күмүч, мис, төмүр вә яғач материалларни тәйярлап қойдум. Униңдин башқа йәнә көплигән сизиқлиқ һеқиқ, фирузә ташлар, рәңлик ташлар, мәрмәр вә һәрхил қиммәт баһалиқ ташларниму тәйярлап қойдум.
I Ch UyCyr 29:3  Мән Худайимниң ибадәтханисиниң қурулушиға болған садақитимни билдүрүш үчүн жуқуриқидәк материалларни тәйярлиғандин башқа йәнә өзәмниң әтиварлап сақлап қойған алтун, күмүчлиримниму һәдийә қилмақчимән.
I Ch UyCyr 29:4  Мән ибадәтханиниң тамлирини зенәтләшкә 100 тонна офир алтуни вә 240 тонна күмүч һәдийә қилимән.
I Ch UyCyr 29:5  Уста һүнәрвәнләр униңдин алтун вә күмүч җабдуқларниму ясайду. Қени, бүгүн йәнә ким Пәрвәрдигарға халис һәдийә беришни халайду?
I Ch UyCyr 29:6  Шуниң билән һәрқайси җамаәт башлиқлири, Исраилдики һәрқайси қәбилиләрниң йолбашчилири, миңбеши, йүзбешилар вә орда әмәлдарлири өз көңүллиридин чиқирип соғатлар һәдийә қилди.
I Ch UyCyr 29:7  Улар Худаниң ибадәтханисиниң қурулуши үчүн 180 тонна 84 кило алтун, 360 тонна күмүч, 650 тонна мис вә 3600 тонна төмүр һәдийә қилди.
I Ch UyCyr 29:8  Кимдә қиммәт баһалиқ ташлар болса, уни Пәрвәрдигарниң ибадәтханисиниң ғәзнисигә тапшурди. Амбарға Гершон әвладидин болған Йихиел қаратти.
I Ch UyCyr 29:9  Хәлиқ чин дилидин Худаға атап һәдийә бәргән бу адәмләрдин хурсән болди. Падиша Давутму хурсән болди.
I Ch UyCyr 29:10  Давут пүтүн җамаәт алдида Пәрвәрдигарни мәдһийиләп һәмдусана оқуди: «Әй Пәрвәрдигар — әҗдадимиз Исраил етиқат қилип кәлгән Худа, Саңа әбәдил-әбәт мәдһийиләр болсун!
I Ch UyCyr 29:11  Әй Пәрвәрдигар, улуқлуқ, қудрәт, шан-шөһрәт вә бүйүклүк Саңа мәнсүптур. Асман вә зиминдики барчә нәрсә Саңа тәвәдур! Әй Пәрвәрдигар, бу Сениң падишалиғиңдур, Сән һәммидин йүксәк һөкүмрандурсән!
I Ch UyCyr 29:12  Байлиқ вә шөһрәт Сәндин келиду, Сән пүткүл мәвҗудатниң һөкүмранисән, Сән пүткүл һоқуқ вә күч-қудрәтниң Егисидурсән, Һәркимни йүксәк, күчлүк қилиш Сениң иликиңдидур.
I Ch UyCyr 29:13  Әй Худайимиз, биз Саңа тәшәккүр ейтимиз, Сениң шәрәплик намиңни улуқлаймиз!
I Ch UyCyr 29:14  Мән ким едим, мениң хәлқим ким еди? Биз қандақму Саңа һәдийә қилишқа лайиқ келимиз? Чүнки пүтүн нәрсә Сәндин келиду. Биз пәқәт Сәндин алған нәрсини Өзәңгә қайтурдуқ, халас!
I Ch UyCyr 29:15  Биз Сениң алдиңда худди ата-бовилиримизға охшаш Пәқәт өткүнчи меһманмиз, Бизниң бу дуниядики һаятимиз худди көләңгидәк изсиз тезла өтүп кетиду.
I Ch UyCyr 29:16  Әй Пәрвәрдигаримиз Худа, Биз Сениң муқәддәс нам-шәривиңгә атап салмақчи болған ибадәтханиға тәйярлиған бу байлиқларму Сәндин кәлгән, Һәммиси Саңа мәнсүптур.
I Ch UyCyr 29:17  Әй Худайим, Сениң кишиләрниң көңлини синайдиғанлиғиңни билимән, Сән дурус адәмләрдин хурсән болисән. Мән бәргән нәрсиләрни чин дилимдин Саңа атидим, Шундақла мән бу йәрдә турған хәлқиңниң хошаллиқ вә өз ихтияри билән байлиқлирини Саңа тәғдим қилғанлиғини көрдүм.
I Ch UyCyr 29:18  Әй Пәрвәрдигар — әҗдатлиримиз Ибраһим, Исһақ вә Исраил етиқат қилған Худа! Хәлқиңни мәңгү мошундақ Өзәңгә қизғин қилғайсән, Уларни Өзәңгә садиқ қилғайсән.
I Ch UyCyr 29:19  Оғлум Сулайманниң Сениң әмир, қанун вә қаидилириңгә риайә қилиши, Шундақла мән тәйярлап қойған әшу материалларни ишлитип, пүтүн күчи билән ибадәтханини қуруп чиқиши үчүн, униңға күчлүк хаһиш ата қилғайсән».
I Ch UyCyr 29:20  Кейин Давут пүтүн җамаәткә қарап: «Пәрвәрдигариңлар Худаға һәмдусана ейтиңлар», деди. Шуниң билән җамаәт әҗдатлири етиқат қилип кәлгән Худаға һәмдусана ейтти. Улар Пәрвәрдигарға вә падишаға бешини йәргә тәккүзүп, тазим қилди.
I Ch UyCyr 29:21  Улар әтиси Пәрвәрдигарға атап қурванлиқ қилди. Улар пүтүн Исраилға вакалитән миң туяқ буқа, миң туяқ қошқар, миң туяқ пахланни көйдүрмә қурванлиқ қилди. Шуниң билән биргә төкидиған ичимлик һәдийәси вә нурғунлиған башқа қурванлиқларниму тәғдим қилди.
I Ch UyCyr 29:22  У күни хәлиқ Пәрвәрдигарниң һозурида шат-хорамлиқ билән йәп-ичишти. Улар йәнә бир қетим Давутниң оғли Сулайманни падиша дәп җакалашти. Улар Пәрвәрдигар алдида Сулайман вә Задоқниң башлириға яғ қуюп, Сулайманни падиша, Задоқни роһаний қилип тайинлиди.
I Ch UyCyr 29:23  Шуниң билән Сулайман атиси Давутқа варислиқ қилип, Пәрвәрдигар ата қилған падишалиқ тәхтигә олтарди. У һәммә ишлирида муваппәқийәт қазанди, пүтүн исраил хәлқи униңға бойсунди.
I Ch UyCyr 29:24  Барлиқ әмәлдарлар, батур җәңчиләр вә Давут падишаниң һәммә оғуллири падиша Сулайманға садақитини билдүрүшти.
I Ch UyCyr 29:25  Пәрвәрдигар Сулайманни пүтүн исраил хәлқи алдида шу қәдәр иззәт-абройға егә қилдики, униңдин илгири өткән Исраилниң һәрқандақ бир падишаси бундақ шөһрәткә муйәссәр болуп бақмиған еди.
I Ch UyCyr 29:26  Йишайниң оғли Давут пүтүн Исраилға падиша болған еди.
I Ch UyCyr 29:27  У Исраилға 40 жил падиша болди. Һибронда 7 жил, Йерусалимда 33 жил һөкүмранлиқ қилди.
I Ch UyCyr 29:28  Давут узақ өмүр сүрди, йүксәк бай-баяшәтлик вә иззәт-һөрмәт билән аләмдин өтти. Униң орниға оғли Сулайман падиша болди.
I Ch UyCyr 29:29  Давут падишаниң пүткүл иш-излири ғайипни билгүчи Самуил, Натан пәйғәмбәр вә ғайипни билгүчи Гадниң жилнамилиригә киргүзүлгән еди.
I Ch UyCyr 29:30  Давутниң падиша болған вақитлирида көрсәткән қәһриманлиқлири, униң вә исраил хәлқиниң бешидин өткүзгән вақиәликлири һәм Исраилниң әтрапидики падишалиқларда йүз бәргән ишларму шу жилнамиләргә киргүзүлгән еди.