Chapter 1
Matt | UyCyr | 1:1 | Әйса Мәсиһниң әҗдатлири: Әйса Мәсиһ Давут падишаниң Әвлади, Давут падиша болса Ибраһимниң әвлади. | |
Matt | UyCyr | 1:2 | Ибраһим Исһақниң атиси, Исһақ Яқупниң атиси, Яқуп Йәһуда вә униң қериндашлириниң атиси, | |
Matt | UyCyr | 1:3 | Йәһуда Тамардин туғулған Парәс вә Зәраһниң атиси, Парәс Һесронниң атиси, Һесрон Рамниң атиси, | |
Matt | UyCyr | 1:5 | Салмон Раһабдин туғулған Боазниң атиси, Боаз Руттин туғулған Обидниң атиси, Обид Йишайниң атиси, | |
Matt | UyCyr | 1:6 | Йишай Давут падишаниң атиси, Давут падиша Урияниң аялидин туғулған Сулайманниң атиси, | |
Matt | UyCyr | 1:11 | Йошийә Исраил әвлатлири Бабилонға сүргүн қилинғанда туғулған Йәконйә вә униң қериндашлириниң атиси, | |
Matt | UyCyr | 1:12 | Йәконйә исраиллар Бабилонға сүргүн болғандин кейин туғулған Шалтийәлниң атиси, Шалтийәл Зерубабилниң атиси, | |
Matt | UyCyr | 1:17 | Бундақ болғанда, Ибраһим пәйғәмбәрдин Давут падишағичә он төрт әвлат, Давут падишадин исраиллар Бабилонға сүргүн қилинғичә он төрт әвлат вә улар Бабилонға сүргүн болғандин Мәсиһ дунияға кәлгәнгә қәдәр охшашла он төрт әвлат өткән. | |
Matt | UyCyr | 1:18 | Әйса Мәсиһниң дунияға келиши мундақ болған: Мәрийәм билән Йүсүпниң вәдилишиш чейи ичкүзүлгән еди. Бирақ улар некалинип бирлишиштин илгири, Мәрийәмниң Муқәддәс Роһтин һамилдар болғанлиғи мәлум болди. | |
Matt | UyCyr | 1:19 | Мәрийәмниң лайиғи Йүсүп дурус адәм болғачқа, Мәрийәмни халайиқ алдида номусқа қалдурмаслиқ үчүн, униңдин җим-җитла айрилип кәтмәкчи болди. | |
Matt | UyCyr | 1:20 | Бирақ у бу ишни ойлап жүргинидә, Пәрвәрдигарниң бир периштәси униң чүшидә көрүнүп: «Әй Давут падишаниң әвлади Йүсүп, Мәрийәмни әмриңгә елиштин қорқма, чүнки туғулидиған бала Муқәддәс Роһтин кәлгән. | |
Matt | UyCyr | 1:21 | У бир Оғул туғиду. Униңға Әйса дәп исим қойғин, чүнки У Өз хәлқини гуналиридин қутқузиду», деди. | |
Matt | UyCyr | 1:23 | «Пак қиз һамилдар болуп бир Оғул туғиду, Униң исми Иммануел қоюлиду» дегән сөзиниң әмәлгә ашурулушидур. | |
Chapter 2
Matt | UyCyr | 2:1 | Һәзрити Әйса Һирод падиша заманисида Йәһудийә өлкисиниң Бәйтләһәм йезисида дунияға кәлди. Кейин шәриқтин бәзи мунәҗҗимләр Йерусалимға келип, кишиләргә: | |
Matt | UyCyr | 2:2 | — Йәһудийларниң йеңидин туғулған Падишаси қәйәрдә? Биз Униң туғулғанлиғидин бешарәт беридиған юлтузниң шәриқтин көтирилгәнлигини көрдуқ. Шуңа Униңға сәҗдә қилғили кәлдуқ, —дейишти. | |
Matt | UyCyr | 2:3 | Буни аңлиған Һирод падиша алақзадиликкә чүшти. Җүмлидин, пүткүл Йерусалим хәлқиму шундақ болди. | |
Matt | UyCyr | 2:4 | Һирод падиша пүткүл алий роһанийлар вә Тәврат устазлирини чақирип, улардин: — Пәйғәмбәрләр Қутқазғучи-Мәсиһ қәйәрдә туғулиду дегән еди? — дәп сориди. | |
Matt | UyCyr | 2:5 | — Йәһудийә өлкисиниң Бәйтләһәм йезисида, чүнки бу тоғрилиқ Мика пәйғәмбәр мундақ хатирилигән: | |
Matt | UyCyr | 2:6 | «Әй Йәһудийә зиминидики Бәйтләһәм, Йәһудийә рәһбәрлириниң нәзәридә орнуң муһим. Чүнки сәндин чиққуси, Хәлқим исраилларниң Йетәкчиси», — дейишти улар. | |
Matt | UyCyr | 2:7 | Буниң билән Һирод падиша мунәҗҗимләрни мәхпий чақиртип, юлтузниң қачан пәйда болғанлиғини уқувалди. | |
Matt | UyCyr | 2:8 | Андин: «Берип Балини көңүл қоюп издәңлар. Тапқан һаман маңа хәвәр қилиңлар, мәнму Униң алдиға берип сәҗдә қилип келәй», дәп уларни Бәйтләһәмгә йолға салди. | |
Matt | UyCyr | 2:9 | Мунәҗҗимләр Һирод падишаниң сөзигә бенаән йолға чиқти. Шәриқтин көтирилгән һелиқи юлтуз уларға йол башлап маңди, улар Бала туғулған йәргә келип тохтиди. | |
Matt | UyCyr | 2:11 | һәм өйгә кирип Балини аниси Мәрийәм билән биллә көргинидә, йәргә баш қоюп Балиға сәҗдә қилишти. Андин сандуқлирини ечип, алтун, мәстәк, мурмәкки қатарлиқ соғиларни елип сунушти. | |
Matt | UyCyr | 2:12 | Улар қайтмақчи болғанда, Худа уларниң чүшидә Һирод падишаниң йениға бармаслиққа агаһландуруш бәргәнликтин, улар башқа йол билән өз жутиға қайтишти. | |
Matt | UyCyr | 2:13 | Мунәҗҗимләр кәткәндин кейин, Худаниң бир периштәси Йүсүпниң чүшидә көрүнүп: — Орнуңдин тур! Ана вә Бала иккисини елип Мисирға қач. Мән саңа хәвәр бәргичә у йәрдә тур. Чүнки Һирод падиша Балини издәп тепип өлтүрмәкчи, — деди. | |
Matt | UyCyr | 2:14 | Буниң билән Йүсүп орнидин туруп, ана вә Бала иккисини елип шу кечила Мисирға қарап йолға чиқти. | |
Matt | UyCyr | 2:15 | Улар Һирод падиша өлгичә шу йәрдә турди. Буниң билән Пәрвәрдигарниң пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтқан: «Оғлумни Мисирдин Мән чақирдим», дегән сөзи әмәлгә ашурулди. | |
Matt | UyCyr | 2:16 | Һирод падиша мунәҗҗимләргә алданғанлиғини сезип, қаттиқ ғәзәпләнди. У мунәҗҗимләрниң ейтқанлириға асасән Бовақниң йешини һесаплап чиқип, Бәйтләһәм йезиси вә йеқин әтраптики икки яш вә униңдин төвән яштики оғул балиларниң һәммисини өлтүрүш тоғрисида буйруқ чүшәрди. | |
Matt | UyCyr | 2:18 | «Рамада аңланди жиға-зар вә пәрият, Қан жиғлайду пәрзәнтлиригә Раһилә, Тәсәллигә қайил әмәс пәқәтла, Чүнки қалмиди пәрзәнтлири һаят». | |
Matt | UyCyr | 2:20 | — Орнуңдин тур! Бала вә анисини елип Исраилға қайт! Чүнки Балиниң җенини алмақчи болғанлар өлди, — деди. | |
Matt | UyCyr | 2:22 | Бирақ Йүсүп Һирод падишаниң оғли Археласниң падишалиқ тәхткә варислиқ қилип, Йәһудийә өлкисидә һөкүмранлиқ жүргүзүватқанлиғидин хәвәр тепип, қайтиштин қорқти. Кейин у Худаниң бешаритигә асасән | |
Chapter 3
Matt | UyCyr | 3:1 | Шу чағларда чөмүлдүргүчи Йәһия Йәһудийә өлкисиниң чөллүк районлириға келип тәлим берип, | |
Matt | UyCyr | 3:2 | кишиләргә: — Яман йоллириңлардин йенип, товва қилиңлар! Чүнки Асманниң Падишалиғи намайән болуш алдида туриду! — деди. | |
Matt | UyCyr | 3:3 | Чөмүлдүргүчи Йәһия илгири Йәшая пәйғәмбәр тилға алған киши болуп, у мундақ дегән: «Баяванда бир киши: ‹ Дилиңларни Рәббимизниң келишигә тәйяр қилиңлар! Униң йоллирини түз қилиңлар! › дәп җар салиду». | |
Matt | UyCyr | 3:4 | Йәһия пәйғәмбәр төгә жуңидин кийим кийгән, белигә көн тасма бағлиған еди. Йәйдиғини чекәткә билән явайи һәрә һәсили еди. | |
Matt | UyCyr | 3:5 | Йерусалим шәһиридин, җүмлидин, пүтүн Йәһудийә өлкисидин вә Иордан дәрия вадилиридин кишиләр униң алдиға келишип, | |
Matt | UyCyr | 3:6 | гуналирини иқрар қилишти вә униң өзлирини Иордан дәриясида чөмүлдүрүшини қобул қилишти. | |
Matt | UyCyr | 3:7 | Пәрисий вә садуқий еқимидикиләрдинму көплигән кишиләрниң чөмүлдүрүшни қобул қилғили кәлгәнлигини көргән Йәһия пәйғәмбәр уларға: — Әй сахтипәз иланлар! Товва қилмай, Худадин келидиған ғәзәптин қечип қутулуш үчүн чөмүлдүрүшни қобул қилайли, дегиниңлар қандақ гәп?! | |
Matt | UyCyr | 3:9 | Униң үстигә өзәңларчә: «Биз Ибраһимниң әвлади болғанлиғимиз үчүн, Худа гуналиримизни чоқум кәчүриду», дәп ойлап жүрмәңлар! Чүнки силәргә ейтип қояйки, Худа Ибраһим бовимизға мошу ташлардинму пәрзәнтләрни яритип берәләйду. | |
Matt | UyCyr | 3:10 | Палта дәрәқниң йилтизиға йеқинлашқандәк, Худаниң ғәзиви әнди силәргә йетип келиш алдида. Яхши мевә бәрмәйдиған дәрәқләр кесилип отқа ташлиниду. | |
Matt | UyCyr | 3:11 | Мән силәрни қилған товваңлар үчүн суғила чөмүлдүримән. Лекин мәндин кейин техиму қудрәтлик Бири келиду. Мән һәтта Униң айиғини көтиришкиму лайиқ әмәсмән. У силәрни Муқәддәс Роһқа һәм отқа чөмдүриду. | |
Matt | UyCyr | 3:12 | У қолидики күрәк билән хамандики сап буғдайни амбарға, саминини өчмәс отқа ташлайдиған адәмгә охшаш, һәммә инсанни айрийду, — деди. | |
Matt | UyCyr | 3:13 | Шу күнләрдә һәзрити Әйса Йәһия пәйғәмбәрдин чөмүлдүрүшни қобул қилиш үчүн, Җәлилийә өлкисидин Иордан дәрияси бойиға кәлди. | |
Matt | UyCyr | 3:14 | Бирақ Йәһия пәйғәмбәр Уни чөмүлдүрүшкә унимай: — Сениң мениң алдимға кәлгиниң немиси! Мән чөмүлдүрүшни әсли Сәндин қобул қилишим керәк едиғу? — деди. | |
Matt | UyCyr | 3:15 | Лекин һәзрити Әйса җававән: — Һазир мошундақ болсун. Чүнки Худаниң ирадисини әмәлгә ашуруш үчүн, шундақ қилишимиз тоғридур, — деди. Шуниң билән Йәһия пәйғәмбәр Уни чөмүлдүрүшкә қошулди. | |
Matt | UyCyr | 3:16 | Һәзрити Әйса чөмүлдүрүлүп судин чиқишиға, асман ечилди. У Худаниң Роһиниң кәптәр һалитидә асмандин чүшүп, үстигә қонуватқанлиғини көрди. | |
Chapter 4
Matt | UyCyr | 4:1 | Униңдин кейин Муқәддәс Роһ һәзрити Әйсани шәйтанниң синақлиридин өткүзүш үчүн, чөл-баяванға елип барди. | |
Matt | UyCyr | 4:3 | Уни синимақчи болған шәйтан Униң алдиға келип: — Әгәр Сән расттинла Худа Оғли болсаң, мошу ташларни нанға айландуруп йә! — деди. | |
Matt | UyCyr | 4:4 | Һәзрити Әйса униңға җававән: — Тәвратта: «Инсан пәқәт нан биләнла әмәс, бәлки Худаниң ағзидин чиққан һәр бир сөз биләнму яшайду», дәп йезилған, — деди. | |
Matt | UyCyr | 4:5 | Андин шәйтан һәзрити Әйсани муқәддәс шәһәр Йерусалимға елип барди вә Уни мәркизий ибадәтханиниң әң егиз җайиға чиқирип: | |
Matt | UyCyr | 4:6 | — Худа Оғли болсаң, пәскә сәкрәп баққина! Чүнки Зәбурда: «Худа периштәлиригә Сән тоғрилиқ әмир қилған. Путуңниң ташларға урулмаслиғи үчүн, улар Сени қоллирида тутувалиду», дәп йезилған әмәсму? — деди. | |
Matt | UyCyr | 4:7 | — Тәвратта: «Рәббиңлар Худани синап беқишқа болмайду!» дәпму йезилған, — деди һәзрити Әйса. | |
Matt | UyCyr | 4:8 | Андин шәйтан һәзрити Әйсани наһайити егиз бир таққа чиқирип, Униңға дуниядики барлиқ дөләтләрни көркәмлиги билән көрситип: | |
Matt | UyCyr | 4:10 | — Йоқал, шәйтан! Тәвратта: «Рәббиңлар болған Худағила ибадәт қилиңлар, пәқәт Униңғила хизмәт қилиңлар!» дейилгән, — деди һәзрити Әйса җававән. | |
Matt | UyCyr | 4:11 | Буниң билән шәйтан һәзрити Әйсани ташлап кетип қалди. Периштәләр келип һәзрити Әйсаниң хизмитидә болди. | |
Matt | UyCyr | 4:13 | У жути Насирәдә турмай, Зәбулун вә Нафтали районидики Җәлилийә көлигә йеқин Кәпәрнаһум шәһиригә келип орунлашти. | |
Matt | UyCyr | 4:15 | «Зәбулун вә Нафтали зиминлири, Иордан дәриясиниң нерисида, деңиз тәрәптә, Йәһудий әмәсләрниң Җәлилийә зиминлирида | |
Matt | UyCyr | 4:16 | Қараңғулуқта яшиғанлар Парлақ бир Нурни көрмәктә. Өлүм көләңгисидә қалған бу әлгә Бир Нур чүшиду әнди». | |
Matt | UyCyr | 4:17 | Шуниңдин етиварән, һәзрити Әйса: «Гуналириңларға товва қилиңлар, чүнки Асманниң Падишалиғи намайән болуш алдида туриду!» дәп тәлим беришкә башлиди. | |
Matt | UyCyr | 4:18 | Бир күни һәзрити Әйса Җәлилийә көли бойида кетиветип, Петрус дәпму аталған Симун вә униң иниси Әндәрни көрди. Улар белиқчи болуп, көлгә тор селивататти. | |
Matt | UyCyr | 4:19 | Һәзрити Әйса уларға: — Маңа әгишиңлар! Мән силәрни белиқ тутушниң орниға Маңа адәм тутидиған қилимән, — деди. | |
Matt | UyCyr | 4:21 | Көл бойида бир аз маңғандин кейин, һәзрити Әйса Зәбәдийниң оғуллири Яқуп вә Юһаннани көрди. Бу икки қериндаш кемидә атиси билән торлирини оңшавататти. Һәзрити Әйса уларниму шагиртлиққа чақирди. | |
Matt | UyCyr | 4:23 | Һәзрити Әйса Җәлилийәниң һәммә йерини айлинип чиқип, ибадәтханиларда тәлим берип, Худаниң Падишалиғи тоғрилиқ Хуш Хәвәр тарқатти, һәр хил ағриқ-силақларни сақайтти. | |
Matt | UyCyr | 4:24 | У тоғрилиқ хәвәр пүткүл Сурийә өлкисигә тарқалди. У йәрдики халайиқ һәр хил ағриқ-силақларға муптила болған кесәлләрни Униң алдиға елип келишти. Уларниң бәзилиригә җин чаплашқан, бәзилириниң тутқақлиғи бар вә йәнә бәзилири паләч кесилигә гириптар болған еди. Һәзрити Әйса уларни сақайтти. | |
Chapter 5
Matt | UyCyr | 5:1 | Һәзрити Әйса көпчиликни көрүп дөңгә чиқип, у йәрдә олтарди. Шагиртлириму Униң йениға кәлди. | |
Matt | UyCyr | 5:3 | — Өзиниң Худаға болған муһтаҗлиғини тонуп йәткәнләр нәқәдәр бәхитлик! Чүнки Асманниң Падишалиғи уларниңдур. | |
Matt | UyCyr | 5:6 | Һәққанийлиққа интилидиғанлар нәқәдәр бәхитлик! Чүнки Худа уларни толуқ қанаәтләндүриду. | |
Matt | UyCyr | 5:10 | Худаниң әмрини тутуп зиянкәшликкә учриғанлар нәқәдәр бәхитлик! Чүнки Асманниң Падишалиғи уларниңдур. | |
Matt | UyCyr | 5:11 | Мән үчүн башқиларниң һақарәт, зиянкәшлик вә төһмитигә учрисаңлар, нәқәдәр бәхитликсиләр. | |
Matt | UyCyr | 5:12 | Шат-хорам болуңлар. Чүнки асманда силәр үчүн көп мукапат сақланмақта. Бурунқи пәйғәмбәрләрму мошундақ зиянкәшликләргә учриған. | |
Matt | UyCyr | 5:13 | — Силәр йәр-йүзиниң тузидурсиләр. Һалбуки, әгәр туз өз тәмини йоқатса, униңға қайтидин туз тәмини киргүзгили болмайду! У чағда у һеч немигә яримас ташланди нәрсигә айлинип, кишиләрниң айиғи астида қелиштин башқа ишқа яримайду. | |
Matt | UyCyr | 5:15 | Йеқилған чирақни һеч ким дас астиға йошуруп қоймайду. Әксичә чирақданниң үстигә қойиду. Буниң билән өй ичидики адәмләргә йоруқлуқ чүшиду. | |
Matt | UyCyr | 5:16 | Худди шуниңдәк, силәрниң нуруңлар инсанлар алдида шундақ чақнисунки, улар силәрниң қилған яхши әмәллириңларни көрүп, асмандики Атаңларға мәдһийиләр ейтсун. | |
Matt | UyCyr | 5:17 | — Мени Тәврат қанунини яки пәйғәмбәрләрниң язғанлирини бекар қилғили кәлди, дәп қалмаңлар. Мән уларни бекар қилғили әмәс, бәлки әмәлгә ашурғили кәлдим. | |
Matt | UyCyr | 5:18 | Билип қоюңларки, асман-зимин моҗутла болидикән, улар әмәлгә ашурулмиғичә, Тәвратниң бир һәрипи, һәтта бирәр чекитиму бекар қилинмайду. | |
Matt | UyCyr | 5:19 | Шу сәвәптин, Тәврат қануниниң маддилиридин һәтта әң кичиклиригиму хилаплиқ қилип, башқиларға шундақ қилишни үгәткүчиләр Асманниң Падишалиғидики адәмләрниң арисида әң әрзимәс һесаплиниду. Әксичә Тәврат қануниға әмәл қилғанлар вә башқиларға шундақ қилишни үгәткүчиләр болса Асманниң Падишалиғида улуқ һесаплиниду. | |
Matt | UyCyr | 5:20 | Шуңа билип қоюңларки, силәр Худаға бойсунушта Тәврат устазлири вә пәрисийләрдинму ешип кәтмисәңлар Асманниң Падишалиғиға кирәлмәйсиләр. | |
Matt | UyCyr | 5:21 | — Әҗдатлиримизға «Қатиллиқ қилма, қатиллиқ қилған һәр қандақ адәм сотқа тартилиду» дейилгән тәлимни аңлиғансиләр. | |
Matt | UyCyr | 5:22 | Лекин шуни билип қоюңларки, қериндашлириға ғәзәпләнгәнләрму сотқа тартилиду. Қериндашлирини «ахмақ», дәп тиллиғанлар алий кеңәшмидә җавапкәрликкә тартилиду. Қериндашлирини «әбләх», дәп һақарәтлигәнләр отлуқ дозаққа чүшиду. | |
Matt | UyCyr | 5:23 | Шуниң үчүн силәр Худаға һәдийә атимақчи болғиниңларда, қериндашлириңларниң силәргә қосақ көпүги барлиғи ядиңларға йәтсә, | |
Matt | UyCyr | 5:24 | һәдийәңларни қоюп туруп, авал қериндишиңлар билән яришивелиңлар, андин келип һәдийәңларни атаңлар. | |
Matt | UyCyr | 5:25 | Әгәр үстүңлардин әризә қилмақчи болған бири болса, сотқа чүшүштин бурун униң билән тездин яришивелиңлар. Болмиса, у силәрни сотчиға, сотчи болса гундипайға тапшуруп зинданға солитиветиду. | |
Matt | UyCyr | 5:26 | Билип қоюңларки, селинған җәриманниң бир тийининиму қоймай төлимигичә, зиндандин чиқалмайсиләр. | |
Matt | UyCyr | 5:28 | Лекин шуни билип қоюңларки, бирәр аялға шәһваний көзи билән қариған киши көңлидә у аял билән нека садиқлиғини бузған болиду. | |
Matt | UyCyr | 5:29 | Шуңа, әгәр оң көзүң сени гунаға аздурса, уни оюп ташлавәт. Чүнки пүтүн бәдиниңниң дозаққа ташланғинидин, бәдиниңдики бир әзаниң набут болғини көп әвзәл. | |
Matt | UyCyr | 5:30 | Әгәр оң қолуң сени гунаға аздурса, уни кесип ташлавәт. Чүнки пүтүн бәдиниңниң дозаққа киргинидин көрә, бәдиниңдики бир әзадин ваз кәчкиниң көп әвзәл. | |
Matt | UyCyr | 5:31 | — Силәр «Кимду-ким аялини талақ қилса, талақ хетини бәрсун» дегән тәлимниму аңлиған. | |
Matt | UyCyr | 5:32 | Бирақ шуни билип қоюңларки, бир адәм өз аялиниң җинсий әхлақсизлиқ қилишидин башқа ишини сәвәп қилип, уни талақ қилса һәм талақ қилинған аял йәнә бир әргә тәгсә, талақ қилған адәм өз аялини нека садиқлиғини бузушқа тутуп бәргән болиду. Талақ қилинған аялни әмригә алған кишиму нека садиқлиғини бузған болиду. | |
Matt | UyCyr | 5:33 | — Силәр әҗдатлириңларға «Қәсәмдин қайтма, Пәрвәрдигариңға қилған қәсимиңдә тур» дейилгән тәлимни аңлиған. | |
Matt | UyCyr | 5:34 | Лекин шуни билип қоюңларки, қәтъий қәсәм қилмаңлар. Асманни тилға елип қәсәм қилмаңлар, чүнки асман улуқ Падиша Худаниң тәхтидур. | |
Matt | UyCyr | 5:35 | Яки йәрни тилға елип қәсәм қилмаңлар, чүнки зимин Худаниң пут қойидиған йеридур. Йерусалимни тилға елипму қәсәм қилмаңлар, чүнки у йәр улуқ Худаниң шәһиридур. | |
Matt | UyCyr | 5:36 | Һәтта өз бешиңларни тилға елипму қәсәм қилмаңлар, чүнки силәрниң чечиңларниң бир телиниму ақ яки қара рәңгә өзгәртишкә күчүңлар йәтмәйду. | |
Matt | UyCyr | 5:37 | Пәқәт «һә-ә» дегиниңлар «һә-ә», «яқ» дегиниңлар «яқ» болсун. Буниңдин артуғи шәйтандин келиду. | |
Matt | UyCyr | 5:39 | Лекин шуни билип қоюңларки, яман билән тәң болмаңлар. Бирси оң йүзүңларға урса, сол йүзүңларниму тутуп бериңлар. | |
Matt | UyCyr | 5:40 | Бирси үстүңлардин дава қилип, көйнигиңларни алмақчи болса, чапиниңларниму селип бериңлар. | |
Matt | UyCyr | 5:41 | Мабада бири силәргә жүк-тақисини көтәргүзүп бир чақирим йол жүрүшкә зорлиса, йәнә бир чақирим артуқ йол жүрүп бериңлар. | |
Matt | UyCyr | 5:42 | Бирси силәрдин бирәр нәрсә тилисә, тилигинини бериңлар. Бирси силәрдин бирәр нәрсә қәриз сориса, уни қуруқ қол қайтурмаңлар. | |
Matt | UyCyr | 5:44 | Лекин шуни билип қоюңларки, силәргә дүшмәнлик қилғанларғиму меһир-муһәббәт көрситиңлар, зиянкәшлик қилғанларға дуа қилиңлар. | |
Matt | UyCyr | 5:45 | Шундақ қилғанда, асмандики Атаңлар Худаниң һәқиқий пәрзәнтлиридин болалайсиләр. Чүнки Худа қуяш нурини яхшиларғиму, яманларғиму чүшириду. Ямғурниму адаләтликләргиму, адаләтсизләргиму яғдуриду. | |
Matt | UyCyr | 5:46 | Әгәр силәр өзәңларни яхши көргәнләргила меһир-муһәббәт көрсәтсәңлар, буниң қандақму мукапатқа еришкүчилиги болсун? Һәтта инсапсиз баҗгирларму шундақ қиливатмамду? | |
Matt | UyCyr | 5:47 | Әгәр силәр достлириңлар биләнла салам-саат қилишсаңлар, буниң башқилардин немә пәрқи? Һәтта бутпәрәсләрму шундақ қилидуғу! | |
Chapter 6
Matt | UyCyr | 6:1 | — Диққәт қилиңларки, башқиларға көз-көз қилиш үчүн яхши иш қилмаңлар. Бундақ қилсаңлар, асмандики Атаңларниң мукапитиға еришәлмәйсиләр. | |
Matt | UyCyr | 6:2 | Хәйир-сахавәт қилғиниңларда, дәвраң салмаңлар. Сахтипәзләрла башқиларниң махтишиға еришиш үчүн, ибадәтхана вә кочиларда шундақ қилиду. Билип қоюңларки, улар шундақ қилип башқиларниң һөрмитидин башқа һеч қандақ мукапатқа еришәлмәйду. | |
Matt | UyCyr | 6:4 | Сәдиқәңләрни йошурун бериңлар. Шундақ болғанда, йошурун қилинған ишларни билип турғучи асмандики Атаңлар силәргә мукапат бериду. | |
Matt | UyCyr | 6:5 | — Дуа қилған вақтиңларда, башқиларға көз-көз қилиш үчүн ибадәтхана яки төрт коча оттурида турувелип дуа қилидиған сахтипәзләрдәк дуа қилмаңлар. Билип қоюңларки, улар шундақ қилип, башқиларниң һөрмитидин башқа һеч қандақ мукапатқа еришәлмәйду. | |
Matt | UyCyr | 6:6 | Дуа қилған вақтиңларда, өйгә кирип, ишикни йепип, асмандики көрүнмәс Атаңларға дуа қилиңлар. Сәздүрмәстин қилинған барлиқ ишларни билип турғучи асмандики Атаңлар җәзмән силәргә мукапат бериду. | |
Matt | UyCyr | 6:7 | Дуа-тилавәт қилғанда, бутпәрәсләрдәк қуруқ гәпләрни тәкрарлавәрмәңлар. Улар гәпни тәкрарлавәрсәк Худа тәливимизни иҗавәт қилиду, дәп ойлиса керәк. | |
Matt | UyCyr | 6:8 | Силәр уларни доримаңлар. Чүнки асмандики Атаңлар силәрниң еһтияҗиңларни силәр тәләп қилиштин авалла билиду. | |
Matt | UyCyr | 6:10 | Падишалиғиң йәр йүзидә намайән болғай. Ирадәң асмандикидәк йәр йүзидиму әмәлгә ашурулғай. | |
Matt | UyCyr | 6:15 | Бирақ силәр башқиларниң гуналирини кәчүрмисәңлар, асмандики Атаңларму силәрни кәчүрмәйду. | |
Matt | UyCyr | 6:16 | — Роза тутқан вақтиңларда, сахтипәзләрдәк қияпәткә киривалмаңлар. Улар роза тутқинини көз-көз қилиш үчүн, өзлирини ғәмкин қияпәттә көрситиду. Шуни билип қоюңларки, улар шундақ қилип, башқиларниң һөрмитидин башқа һеч қандақ мукапатқа еришәлмәйду. | |
Matt | UyCyr | 6:18 | Шу чағда пәқәт асмандики көрүнмәс Атаңлардин башқа һеч ким роза тутқанлиғиңларни сезәлмәйду. Буниң билән силәрниң йошурун қиливатқан ишиңларниму билип туридиған асмандики Атаңлар җәзмән силәргә мукапат бериду. | |
Matt | UyCyr | 6:19 | — Йәр йүзидә өзәңларға байлиқ топлимаңлар. Чүнки бу йәрдә йә күйә йәп түгитиду, йә датлишип түгәйду яки оғри оғрилап кетиду. | |
Matt | UyCyr | 6:20 | Әксичә асманда өзәңларға байлиқ топлаңлар. У йәрдә күйә йемәйду, датлашмайду, оғриму алмайду. | |
Matt | UyCyr | 6:22 | — Көз тәнниң чириғидур. Әгәр көзүңлар яхши болса, йәни көзүңлар Худада болса, пүтүн вуҗудуңлар йоруқлуқ билән толиду. | |
Matt | UyCyr | 6:23 | Әгәр көзүңлар яман болса, пүтүн вуҗудуңларни қараңғулуқ басиду. Әгәр һаятиңлардики «йоруқлуқ» әмәлиятта қараңғулуқ болса, у қараңғулуқ немә дегән қорқунучлуқ һә! | |
Matt | UyCyr | 6:24 | — Икки ғоҗайинға тәң хизмәт қилалайдиған һеч қандақ киши йоқ. У яки бирини яман көрүп, йәнә бирини яхши көриду яки биригә етивар берип, йәнә биригә сәл қарайду. Шуниңға охшаш, силәрниң бирла вақитта һәм Худаниң, һәм мал-дунияниң қули болушуңлар мүмкин әмәс. | |
Matt | UyCyr | 6:25 | Шуңа билип қоюңларки, турмушуңларға керәклик йемәк-ичмәк яки учаңларға кийидиған кийим-кечәктин ғәм қилмаңлар. Һаятлиқ йемәк-ичмәктин, тән кийим-кечәктин көп әзиз әмәсму? | |
Matt | UyCyr | 6:26 | Көктики учар қанатларға қараңлар! Улар теримайду, жиғмайду, амбарда озуқму сақлимайду. Асмандики Атаңлар уларниму ач қоймиған йәрдә, силәрниң рисқиңларни чоқум бериду. Чүнки силәр әшу қушлардин көп әзиз әмәсму? | |
Matt | UyCyr | 6:28 | Кийим-кечәк үчүн ғәм қилишниң немә һаҗити?! Даладики явайи гүлләрниң қандақ өсидиғанлиғиға қарап беқиңлар! Улар ишму қилмайду, кийимму тикмәйду; | |
Matt | UyCyr | 6:29 | лекин силәргә шуни ейтайки, һәтта улуқ падиша Сулайманниң һашамәтлик тонлириму бу явайи гүлләрниң гөзәллигигә тәң келәлмәйду. | |
Matt | UyCyr | 6:30 | Әй ишәнчи аҗизлар! Худадин немишкә гуманлиниватисиләр? Даладики бүгүн ечилса, әтиси қуруп очаққа қалинидиған әшу гүл-гияларни шунчә безигән Худа силәрни техиму кийиндүрмәсму? | |
Matt | UyCyr | 6:32 | Йәһудий әмәсләр мана шу нәрсиләр үчүн издиниду. Бирақ асмандики Атаңлар силәрниң бу нәрсиләргә муһтаҗлиғиңларни билиду. | |
Matt | UyCyr | 6:33 | Шундақ екән, һәммидин муһими Худаниң Падишалиғи вә һәққанийлиғи һәққидә издиниңлар. У чағда Худа силәргә мана буларниң һәммисини қошуп тәғдим қилиду. | |
Chapter 7
Matt | UyCyr | 7:1 | — Башқиларниң үстидин һөкүм қилип жүрмәңлар. Болмиса силәрму Худаниң һөкүмигә учрайсиләр. | |
Matt | UyCyr | 7:2 | Чүнки силәр башқилар үстидин қандақ өлчәм билән һөкүм қилсаңлар, Худаму силәрниң үстүңлардин шундақ өлчәм билән һөкүм чиқириду. Силәр башқиларға қандақ өлчәм билән өлчәп бәрсәңлар, Худаму силәргә шундақ өлчәм билән өлчәп бериду. | |
Matt | UyCyr | 7:3 | Немә үчүн бурадириңниң һәрә кепигидәк кичик камчилиғини көрүп, өзәңдики лимдәк чоң гунани көрмәйсән?! | |
Matt | UyCyr | 7:4 | Өзәңдә шунчә чоң гуна туруп, бурадириңгә: «Көзүңдики һәрә кепигини еливетәй!» дегиниң қандақ гәп? | |
Matt | UyCyr | 7:5 | Әй сахтипәз! Авал өзәңниң көзидики лимни еливәт. Буниң билән ениқ көрүп, бурадириңниң көзидики һәрә кепигини еливетәләйсән. | |
Matt | UyCyr | 7:6 | — Иштқа муқәддәс нәрсини бәрмәңлар яки тоңғузниң алдиға үнчә-мәрвайитларни ташлап қоймаңлар. Чүнки ишт кәйнигә бурулуп силәрни таллайду; тоңғуз үнчә-мәрвайитларни аяқ астида дәссәп янчийду. | |
Matt | UyCyr | 7:7 | — Дуа қилип тиләңлар, Худа тилигиниңларни бериду. Издәңлар, таписиләр. Ишикни қеқиңлар, ечилиду. | |
Matt | UyCyr | 7:11 | Гунакар болған силәр пәрзәнтлириңларға яхши нәрсиләрни беришни билгән йәрдә, асмандики Атаңлар тилигәнләргә яхши нәрсиләрни техиму илтипат қилмасму? | |
Matt | UyCyr | 7:12 | Башқиларниң өзәңларға қандақ муамилә қилишини күтсәңлар, силәрму уларға шундақ муамилә қилиңлар. Тәврат қануни вә пәйғәмбәрләрниң тәлиматлири мана шу. | |
Matt | UyCyr | 7:13 | — Тар дәрвазидин кириңлар. Чүнки кишини һалакәткә елип баридиған дәрваза кәң, йол асан болуп, бу дәрвазидин киридиғанлар көп. | |
Matt | UyCyr | 7:14 | Бирақ һаятлиққа елип баридиған дәрваза тар, йол тәс болуп, уни издәп тапалайдиғанларму аз. | |
Matt | UyCyr | 7:15 | — Алдиңларға қой терисигә оринивелип кәлгән, ичи жиртқуч чил бөридәк сахта пәйғәмбәрләрдин һошияр болуңлар. | |
Matt | UyCyr | 7:16 | Силәр уларни «мевилиридин» тонувалалайсиләр. Тикәндин үзүм, қамқақтин әнҗир алғили болмайду. | |
Matt | UyCyr | 7:21 | — Мени «Рәббим, Рәббим» дегәнләрниң һәммисила Асманниң Падишалиғиға кирәлмәйду. Пәқәт асмандики Худа Атамниң ирадисини ада қилғанларла кирәләйду. | |
Matt | UyCyr | 7:22 | Қиямәт күнидә нурғун кишиләр Маңа: «Рәббим, Рәббим, биз Сениң намиң билән пәйғәмбәрлик сөз йәткүздуқ» вә «Сениң намиң билән җинларни қоғлидуқ, нурғун мөҗүзиләрни көрсәттуқ», дәйду. | |
Matt | UyCyr | 7:23 | Һалбуки, у чағда Мән уларға: «Силәрни әзәлдин тонумаймән. Көзүмдин йоқилиңлар, әй яманлиқ қилғучилар», дәймән. | |
Matt | UyCyr | 7:24 | — Демәк, бу сөзлиримни аңлап әмәл қилғанлар имарәтни қорам таш үстигә салған әқиллиқ кишиләргә охшайду. | |
Matt | UyCyr | 7:25 | Боран соқуп, ямғур уруп, кәлкүн кәлгән тәғдирдиму, у имарәт өрүлмәйду. Чүнки униң һули қорам ташниң үстигә селинған. | |
Matt | UyCyr | 7:26 | Бирақ сөзлиримни аңлап туруп, әмәл қилмайдиғанлар имарәтни қумниң үстигә қурған ахмақларға охшайду. | |
Matt | UyCyr | 7:27 | Ундақ имарәт боран, ямғур вә кәлкүнниң һуҗумиға учриғанда өрүлүп кетиду, өрүлгәндиму интайин паҗиәлик өрүлиду! | |
Matt | UyCyr | 7:28 | Һәзрити Әйса бу сөзлирини аяқлаштурғандин кейин, халайиқ Униң тәлимлиригә һәйран қелишти. | |
Chapter 8
Matt | UyCyr | 8:2 | Мохо кесилигә гириптар болған бир киши һәзрити Әйсаниң алдиға келип, тизлинип: — Тәхсир, әгәр халисиңиз, мени кесилимдин сақайтип пак қилғайсиз! — деди. | |
Matt | UyCyr | 8:3 | Һәзрити Әйса униңға қолини тәккүзүп туруп: — Халаймән, пак болғин, — девиди, бу адәмниң бәдинидики мохо кесили шу ан сақайди. | |
Matt | UyCyr | 8:4 | Һәзрити Әйса униңға: — Һазир бу ишни һеч кимгә ейтма, лекин удул мәркизий ибадәтханиға берип роһанийға өзәңниң сақайғанлиғиңни көрсәт. Андин буни башқиларға испатлаш үчүн, Муса пәйғәмбәрниң әмри бойичә мохо кесилидин сақайғанлар қилишқа тегишлик қурванлиқни қил, — деди. | |
Matt | UyCyr | 8:5 | Һәзрити Әйса Кәпәрнаһум шәһиригә барғанда, римлиқ бир йүз беши Униң алдиға келип, шапаәт тиләп: | |
Matt | UyCyr | 8:8 | Йүз беши: — Тәхсир, өйүмгә келишиңизгә әрзимәймән. Пәқәт бир еғизла сөз қилип қойсиңиз, чакирим сақийип кетиду. | |
Matt | UyCyr | 8:9 | Мениңму үстүмдә башлиғим, қол астимда ләшкәрлирим бар. Биригә бар десәм, бариду, биригә кәл десәм, келиду. Чакиримға бу ишни қил десәм, у шу ишни қилиду, — деди. | |
Matt | UyCyr | 8:10 | Бу гәпләрни аңлап, һәйран болған һәзрити Әйса биллә кәлгәнләргә: — Билип қоюңларки, бундақ ишәнчни исраиллар ичидә учратмиған едим. | |
Matt | UyCyr | 8:11 | Силәргә шуни ейтайки, шәриқ вә ғәриптин нурғун йәһудий әмәсләр келип, Асманниң Падишалиғида әҗдатлиримиз Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар билән бир дәстиханда олтириду. | |
Matt | UyCyr | 8:12 | Лекин Асманниң Падишалиғиниң мирасхорлири болған нурғун йәһудийлар ташқириға, қараңғулуққа һайдилип, у йәрдә һәсрәттә жиғлап, чишлирини ғучурлитиду, — деди. | |
Matt | UyCyr | 8:13 | Андин йүз бешиға: — Өйүңгә қайт, ишәнгиниңдәк болиду, — деди. Һелиқи чакарниң кесили шу ан сәллимаза сақийип кәтти. | |
Matt | UyCyr | 8:14 | Һәзрити Әйса Петрусниң өйигә барғанда, Петрусниң қейинанисиниң қизитмиси өрләп, орун тутуп йетип қалған еди. | |
Matt | UyCyr | 8:15 | Һәзрити Әйса униң қолини тутуши биләнла қизитмиси йенип кәтти. У аял дәрһал орнидин туруп, һәзрити Әйсани күтүшкә башлиди. | |
Matt | UyCyr | 8:16 | Қараңғу чүшкәндә, кишиләр җин чаплашқан нурғун адәмләрни һәзрити Әйсаниң алдиға елип келишти. Һәзрити Әйса бир еғиз сөз биләнла улардики җинларни қоғлавәтти вә кесәлләрниң һәммисини сақайтти. | |
Matt | UyCyr | 8:17 | Буниң билән Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ уқтурулған: «Ағриқ-силақлиримизни У көтәрди, кесәллиримизни үстигә алди», дегән сөз әмәлгә ашурулди. | |
Matt | UyCyr | 8:18 | Һәзрити Әйса әтрапиға олишивалған кишиләрни көрүп, шагиртлириға көлниң у қетиға өтүп кетишни буйриди. | |
Matt | UyCyr | 8:19 | Шу чағда Тәврат устазлиридин бири келип, Униңға: — Устазим, Сиз қәйәргә бармаң, мән Сизгә әгишип маңимән, — деди. | |
Matt | UyCyr | 8:20 | Бирақ һәзрити Әйса униңға: — Түлкиниң өңкүри, қушниң угиси бар. Бирақ Инсан Оғлиниң бешини қойғидәк йериму йоқ, — деди. | |
Matt | UyCyr | 8:21 | Йәнә бир шагирти һәзрити Әйсаға: — Устаз, атам өлүп уни йәрликкә қойғичә күтүп, андин Сизгә әгишәйчу! — деди. | |
Matt | UyCyr | 8:22 | Һәзрити Әйса униңға: — Маңа әгәшкин! Өлгәнләрни роһи өлүкләр өзлири йәрликкә қойсун, — деди. | |
Matt | UyCyr | 8:24 | Көл үстидә уштумтут қаттиқ боран чиқип кәткәчкә, долқунлар кемидин һалқип кәтти. Бу чағда һәзрити Әйса ухлавататти. | |
Matt | UyCyr | 8:25 | Шагиртлар Уни ойғитип: — Устаз, ғәриқ болуш алдида туримиз, бизни қутулдурғайсиз! — деди. | |
Matt | UyCyr | 8:26 | — Неманчә қорқисиләр, ишәнчиңлар немә дегән аҗиз! — деди һәзрити Әйса вә орнидин туруп, боран-чапқун вә долқунларға буйруқ қилди. Шуниң билән боран вә долқунлар пүтүнләй тиничланди. | |
Matt | UyCyr | 8:27 | Шагиртлар интайин һәйран болуп, бир-биригә: — Бу зади қандақ Адәмду? Һәтта боран вә долқунларму Униң гепини аңлайдикән һә! — дәп кетишти. | |
Matt | UyCyr | 8:28 | Һәзрити Әйса көлниң у қетидики Гадара дегән җайға барғинида, Униңға җин чаплашқан икки киши йолуқти. Гөр қилинидиған өңкүрләрни макан тутқан бу икки киши шунчә вәһши едики, һеч ким бу йәрдин өтүшкә җүръәт қилалматти. | |
Matt | UyCyr | 8:29 | Улар һәзрити Әйсани көргән һаман: — Әй Худа Оғли, ишимизға арилашма! Сән вақит-саати кәлмәстинла бизни қийниғили кәлдиңму? — дәп вақириди. | |
Matt | UyCyr | 8:31 | Җинлар һәзрити Әйсаға ялвуруп: — Әгәр Сән бизни һайдап чиқармақчи болсаң, тоңғуз падисиға киргүзүвәткин, — деди. | |
Matt | UyCyr | 8:32 | Һәзрити Әйса: — Чиқиңлар! — девиди, җинлар чиқип, тоңғузларниң тенигә кирип кәтти. Пүтүн тоңғуз падиси терә-перәң болуп, жүгригән пети тик ярдин чүшүп, көлгә ғәриқ болди. | |
Matt | UyCyr | 8:33 | Тоңғуз баққучилар шәһәргә қечип кирип, бу ишниң баш-ахирини вә җин чаплашқан кишиләрниң кәчүрмишлирини халайиққа тарқатти. | |
Chapter 9
Matt | UyCyr | 9:2 | Кишиләр зәмбилгә ятқузулған бир паләчни Униң алдиға елип кәлди. Уларниң ишәнчини көргән һәзрити Әйса һелиқи паләчкә: — Оғлум, хатирҗәм бол, гуналириң кәчүрүм қилинди, — деди. | |
Matt | UyCyr | 9:4 | Уларниң көңлидә немә ойлаватқанлиғини билгән һәзрити Әйса уларға: — Немә үчүн яман ойда болисиләр? | |
Matt | UyCyr | 9:5 | «Гуналириң кәчүрүм қилинди» дейиш асанму яки «Орнуңдин тур, маң!» дейишму? Әлвәттә, ейтмақ асан, қилмақ тәс. | |
Matt | UyCyr | 9:6 | Амма һазир Инсан Оғлиниң йәр йүзидә гуналарни кәчүрүм қилиш һоқуқиға егә екәнлигини испатлап берәй, — деди. Андин паләч кесәлгә: — Орнуңдин тур, орун-көрпәңни жиғиштуруп, өйүңгә қайт, — дәп буйриди. | |
Matt | UyCyr | 9:8 | Буни көргән көпчилик қорқушуп, инсанға бундақ һоқуқни бәргән Худаға мәдһийиләр ейтишти. | |
Matt | UyCyr | 9:9 | Һәзрити Әйса у йәрдин чиқип алдиға қарап кетиватқанда, бир баҗгирни көрди. Униң исми Мәтта болуп, баҗ жиғидиған җайда олтиратти. Һәзрити Әйса униңға: — Маңа әгәшкин! — деди. Мәтта орнидин туруп, Униңға әгәшти. | |
Matt | UyCyr | 9:10 | Һәзрити Әйса Мәттаниң өйидә меһмандарчилиқта болуватқанда, нурғун баҗгирлар вә гунакар дәп қаралған бир топ кишиләрму кирип, һәзрити Әйса вә Униң шагиртлири билән һәмдәстихан болди. | |
Matt | UyCyr | 9:11 | Буни көргән пәрисийләр һәзрити Әйсаниң шагиртлириға: — Устазиңларниң баҗгир вә гунакарлар билән бир дәстиханда олтарғини қандақ гәп?! — дейишти. | |
Matt | UyCyr | 9:12 | Бу гәпни аңлиған һәзрити Әйса: — Сағлам адәм әмәс, бәлки кесәл адәмла тевипқа муһтаҗдур. | |
Matt | UyCyr | 9:13 | Муқәддәс Язмиларда: «Мән қурванлиқ қилишиңларни әмәс, рәһим-шәпқәт көрситишиңларни истәймән», дейилгән. Силәр берип бу сөзниң мәнасини үгиниңлар. Мән өзлирини дурус һесаплайдиғанларни әмәс, бәлки өзлириниң гуналирини тонуйдиғанларни чақирғили кәлдим, — деди. | |
Matt | UyCyr | 9:14 | Шу вақитларда Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлири келип, һәзрити Әйсаға: — Биз вә пәрисийләр роза тутимиз, Сизниң шагиртлириңиз немишкә тутмайду? — дәп сорашти. | |
Matt | UyCyr | 9:15 | Һәзрити Әйса җававән мундақ деди: — Тойи болуватқан жигит техи той зияпитидә турған чағда, меһманлар һаза тутуп олтарса қандақ болғини?! Әлвәттә болмайду! Амма жигитниң улардин елип кетилидиған күни келиду, әйнә шу чағда улар қайғу-һәсрәт чәккинидин роза тутиду. | |
Matt | UyCyr | 9:16 | Һеч ким кона көйнәккә киришип кетидиған йеңи рәхттин ямақ салмайду. Ундақ қилса, кийим жуюлғанда йеңи ямақ киришип, кийимни житип ташлайду. Нәтиҗидә житиқ техиму йоғирип кетиду. | |
Matt | UyCyr | 9:17 | Шуниңдәк, һеч ким йеңи шарапни кона тулумға қачилимайду. Әгәр ундақ қилса, йеңи шарапниң көпүши билән тулум йерилидудә, шарапму төкүлүп кетиду. Демәк, тулумму кардин чиқиду. Шуниң үчүн йеңи шарапни йеңи тулумға қачилаш керәк. Шундақ қилғанда, һәр иккилисини сақлап қалғили болиду. | |
Matt | UyCyr | 9:18 | Һәзрити Әйса Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлириға бу сөзләрни қиливатқан вақтида, мәлум бир ибадәтханиниң бир җавапкәр адими келип, һәзрити Әйсаниң айиғиға жиқилип: — Мениң қизим һазирла өлүп кәтти, Сиз берип униңға қолуңизни тәккүзүп қойсиңиз, у тирилиду, — деди. | |
Matt | UyCyr | 9:20 | Йолда хун тәврәш кесилигә гириптар болғиниға он икки жил болған бир аял һәзрити Әйсаниң арқа тәрипидин келип, Униң чапининиң пешини силиди. | |
Matt | UyCyr | 9:21 | У ичидә «Һәзрити Әйсаниң чапинини тутсамла, чоқум сақийип кетимән», дәп ойлиған еди. | |
Matt | UyCyr | 9:22 | Һәзрити Әйса кәйнигә бурулуп, униңға қарап: — Қизим, хатирҗәм бол, ишәнчиң сени сақайтти! — дейишигила, һелиқи аял сақийип кәтти. | |
Matt | UyCyr | 9:23 | Һәзрити Әйса һелиқи ибадәтханиниң җавапкәр адиминиң өйигә кирип, нәй челиватқан вә һаза тутуп жиғлаватқан адәмләр топини көрүп, | |
Matt | UyCyr | 9:24 | уларға: — Чиқип кетиңлар, бу қиз өлмиди, ухлап қапту, — деди. Бирақ халайиқ Уни мәсқирә қилди. | |
Matt | UyCyr | 9:25 | Кишиләр чиқириветилгәндин кейин, һәзрити Әйса қиз ятқан өйгә кирип, униң қолидин тартти. Қиз орнидин турди. | |
Matt | UyCyr | 9:27 | Һәзрити Әйса у йәрдин чиқип кетиватқанда, икки қарғу Униң кәйнидин келип: — Әй падиша Давутниң Әвлади, бизгә рәһим қилғайсиз! — дәп вақирап кәтти. | |
Matt | UyCyr | 9:28 | Һәзрити Әйса өйгә киргәндин кейин, һелиқи икки қарғу Униң алдиға кәлди. Һәзрити Әйса улардин: — Силәр Мениң силәрни сақайтишқа қадир екәнлигимгә ишинәмсиләр? — дәп сориди. — Әй Рәббим, ишинимиз, — дәп җавап бәрди улар. | |
Matt | UyCyr | 9:29 | Һәзрити Әйса уларниң көзлиригә қолини тәккүзүп туруп: — Ишәнгиниңлардәк болсун! — дейишигила, | |
Matt | UyCyr | 9:30 | уларниң көзлири ечилди. Һәзрити Әйса уларға: — Бу ишни һеч кимгә ейтмаңлар! — дәп қаттиқ тапилиди. | |
Matt | UyCyr | 9:32 | Улар чиқип кәткәндин кейин, җин чаплашқан бир кекәч һәзрити Әйсаниң алдиға елип келинди. | |
Matt | UyCyr | 9:33 | Һәзрити Әйса униңдики җинни қоғлиши биләнла, һелиқи адәм зуванға кәлди. Халайиқ һәйран болуп: — Бундақ иш Исраилда зади болмиған, — дейишти. | |
Matt | UyCyr | 9:35 | Һәзрити Әйса пүтүн шәһәр, йеза-қишлақларни арилап, һәр қайси ибадәтханиларда тәлим берип, Асманниң Падишалиғиға даир Хуш Хәвәрни тарқатти вә хәлиқ ичидики һәр хил кесәллик вә ағриқ-силақларни сақайтти. | |
Matt | UyCyr | 9:36 | У топ-топ адәмләрни көрүп уларға ич ағритти, чүнки улар қойчисиз қой падилиридәк панасиз бечариләр еди. | |
Matt | UyCyr | 9:37 | Шуниң билән У шагиртлириға: — Қутқузулушқа интилидиғанлар мол һосулдәк көп, бирақ һосулни елиш үчүн ишләйдиғанлар аз екән. | |
Chapter 10
Matt | UyCyr | 10:1 | Һәзрити Әйса он икки шагиртини йениға чақирип, уларға җинларни һайдаш вә һәр хил ағриқ-силақларни сақайтиш һоқуқини бәрди. | |
Matt | UyCyr | 10:2 | Бу он икки шагиртлириниң исимлири мундақ: Петрус дәпму аталған Симун вә униң иниси Әндәр, Зәбәдийниң оғли Яқуп вә униң қериндиши Юһанна, | |
Matt | UyCyr | 10:5 | Һәзрити Әйса бу он икки шагиртини хәлиқниң арисиға әвәтиштин авал, уларға мундақ дәп тапилиди: — Йәһудий әмәсләрниң зиминлириға бармаңлар. Самарийәликләрниң шәһәрлиригиму бармаңлар. | |
Matt | UyCyr | 10:7 | Барған йериңларда: «Асманниң Падишалиғи намайән болуш алдида туриду!» дәп җакалаңлар. | |
Matt | UyCyr | 10:8 | Кесәлләрни сақайтиңлар, өлүкләрни тирилдүрүңлар, мохо кесәллирини сақайтиңлар, җинларни һайдаветиңлар. Бу имтиязларни һәқсиз алған екәнсиләр, һәқсиз ишлитиңлар. | |
Matt | UyCyr | 10:10 | Сәпәргә чиққанда нә хурҗун, нә бирәр артуқ көйнәк, нә аяқ, нә һаса еливалмаңлар. Чүнки хизмәткар кимгә хизмәт қилса, шуниңдин иш һәққи елишқа һәқлиқ. | |
Matt | UyCyr | 10:11 | Бирәр шәһәр яки йезиға барған вақтиңларда, алди билән у йәрдә силәрни қобул қилишни халайдиған кишини издәп тепип, у йәрдин кәткичә шу кишиниң өйидә туруңлар. | |
Matt | UyCyr | 10:13 | Әгәр у аилидикиләр силәрни қобул қилса, уларға тилигән аманлиғиңлар иҗавәт болиду. Әгәр силәрни қобул қилмиса, тилигән аманлиғиңлар өзәңларға яниду. | |
Matt | UyCyr | 10:14 | Силәрни қобул қилмиған, сөзүңларни аңлимиған кишиниң өйидин яки шу шәһәрдин қайтқиниңларда, уларни агаһландуруш үчүн айиғиңлардики топини қеқиветиңлар. | |
Matt | UyCyr | 10:15 | Билип қоюңларки, у шәһәрдикиләрниң қиямәт күни тартидиған җазаси Содом вә Гомора шәһиридики яман кишиләрниң тартидиған җазасидинму еғир болиду! | |
Matt | UyCyr | 10:16 | — Мана мән силәрни қойларни бөриләрниң арисиға әвәткәндәк әвәтимән. Шуңа иландәк сәзгүр, кәптәрдәк саддә болуңлар. | |
Matt | UyCyr | 10:17 | Кишиләрдин пәхәс болуңлар. Улар силәрни тутқун қилип сотқа тапшуруп бериду, ибадәтханилирида қамчилайду. | |
Matt | UyCyr | 10:18 | Силәр Маңа ишәнгәнлигиңлар үчүн, һаким вә падишалар алдиға елип берилип сораққа тартилисиләр. Буниң билән уларниң вә йәһудий әмәсләрниң алдида Мениң гувачилирим болисиләр. | |
Matt | UyCyr | 10:19 | Сорақ қилинған вақтиңларда, қандақ җавап бериш яки немә дейиштин әндишә қилмаңлар. Чүнки у чағда қилидиған сөзлириңлар силәргә несип қилиниду. | |
Matt | UyCyr | 10:20 | Силәр өзәңлар сөзлимәйсиләр, бәлки асмандики Атаңларниң Роһи силәр арқилиқ сөзләйду. | |
Matt | UyCyr | 10:21 | Қериндаш қериндишиға, ата балисиға хаинлиқ қилип, уларни өлүмгә тутуп бериду. Балиларму ата-аниси билән қаршилишип, уларни өлүмгә иштириду. | |
Matt | UyCyr | 10:22 | Маңа ишәнгәнлигиңлар үчүн, һәммә адәм силәргә өчмәнлик қилиду, лекин ахирғичә бәрдашлиқ бәргәнләр җәзмән қутқузулиду. | |
Matt | UyCyr | 10:23 | Улар силәргә бир шәһәрдә зиянкәшлик қилса, йәнә бир шәһәргә қечип бериңлар. Билип қоюңларки, силәр Исраилниң пүтүн шәһәрлирини арилап болғичә, Инсан Оғли қайтип келиду. | |
Matt | UyCyr | 10:25 | Шуниң үчүн шагирт устазидәк, қул ғоҗайинидәк болғиниға қанаәт қилсун. Улар өйниң беши болған Мени «Җинларниң падишаси шәйтан», дәп атиған йәрдә, өйниң әзалири болған силәрни техиму зор һақарәт қилмамду? | |
Matt | UyCyr | 10:26 | Бирақ бундақлардин қорқмаңлар. Ашкарә болмайдиған һеч қандақ йошурун иш, паш болмайдиған һеч қандақ мәхпийәтлик йоқтур. | |
Matt | UyCyr | 10:27 | Мениң силәргә мәхпий ейтқанлиримни силәр очуқ-ашкарә ейтивериңлар. Қулиғиңларға пичирлап ейтқанлиримни хәлқи аләмгә җакалаңлар. | |
Matt | UyCyr | 10:28 | Тениңларни өлтүрсиму, җениңларни алалмайдиғанлардин қорқмаңлар. Әксичә тениңларниму, җениңларниму дозақта һалак қилалайдиған Худадин қорқуңлар. | |
Matt | UyCyr | 10:29 | Икки қушқачни бир тәңгигә сетивалғили болсиму, лекин асмандики Атаңлар билмәй туруп, улардин бирсиму йәргә чүшмәс. | |
Matt | UyCyr | 10:31 | Шундақ екән, қорқмаңлар. Чүнки силәр Худа үчүн нурғунлиған қушқачтинму қиммәтликтә! | |
Matt | UyCyr | 10:32 | Көпчилик алдида Мени етирап қилғанларни Мәнму асмандики Атамниң алдида етирап қилимән. | |
Matt | UyCyr | 10:33 | Бирақ көпчилик алдида Мени рәт қилғанларни Мәнму асмандики Атам алдида рәт қилимән. | |
Matt | UyCyr | 10:34 | — Мени дунияға течлиқ елип кәлдимикин, дәп ойлап қалмаңлар. Мән течлиқ әмәс, бәлки җедәл-маҗра елип кәлдим. | |
Matt | UyCyr | 10:37 | Ата-анисини Мәндинму әзиз көридиғанлар Мениң шагиртим болушқа лайиқ әмәс. Пәрзәнтлирини Мәндинму әзиз көридиғанларму Мениң шагиртим болушқа лайиқ әмәс. | |
Matt | UyCyr | 10:39 | Өз һаятини аяйдиғанлар әксичә униңдин мәһрум болиду. Мән үчүн өз һаятини айимайдиғанлар униңға еришиду. | |
Matt | UyCyr | 10:40 | Силәрни қобул қилғанлар Мени қобул қилған болиду; Мени қобул қилғанлар болса Мени әвәткүчи Худани қобул қилған болиду. | |
Matt | UyCyr | 10:41 | Бир пәйғәмбәрни Худаниң сөзини йәткүзгәнлиги сәвәвидин қобул қилғанлар пәйғәмбәр билән охшаш мукапатқа еришиду. Дурус адәмни униң дурус болғанлиғи сәвәвидин қобул қилғанларму шу адәм билән охшаш мукапатқа еришиду. | |
Chapter 11
Matt | UyCyr | 11:1 | Һәзрити Әйса он икки шагиртиға тапилап болғандин кейин, Җәлилийәдики һәр қайси шәһәрләрдә тәлим бериш вә Хуш Хәвәрни җакалаш үчүн, у йәрдин кәтти. | |
Matt | UyCyr | 11:2 | Зиндандики Йәһия пәйғәмбәр Әйса Мәсиһниң қилған ишлирини аңлап, шагиртлирини әвәтип, улар арқилиқ һәзрити Әйсадин: | |
Matt | UyCyr | 11:4 | Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Силәр қайтип берип, яратқан мөҗүзилиримни вә ейтқан тәлимлиримни Йәһияға йәткүзүп: | |
Matt | UyCyr | 11:5 | «Корларниң көзи ечилди, токулар маңалайдиған болди, мохо кесили болғанлар сақайди, паңлар аңлалайдиған болди, һәтта өлгәнләрму тирилди вә кәмбәғәлләргә Хуш Хәвәр йәткүзүлди», дәп ейтиңлар. | |
Matt | UyCyr | 11:6 | Йәһияға йәнә: «Мәндин гуманланмай, Маңа тәврәнмәй ишәнгәнләр немә дегән бәхитлик!» дәп қоюңлар, — деди. | |
Matt | UyCyr | 11:7 | Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлири кәткәндин кейин, һәзрити Әйса көпчиликкә Йәһия тоғрилиқ мундақ деди: — Силәр бурун Йәһияни издәп чөлгә барғиниңларда, зади қандақ бир адәмни көрмәкчидиңлар? Мәйдани шамалда йәлпүнүп турған қомучтәк тәвринип туридиған бир яхши чақниму? | |
Matt | UyCyr | 11:8 | Яки чирайлиқ кийингән бир есилзадиниму? Һәргиз ундақ әмәс! Бундақ кийимләрни кийидиғанлар чөлдин әмәс, хан ордисидин тепилиду. | |
Matt | UyCyr | 11:9 | Әмәлиятта силәр бир пәйғәмбәрни көргили чиқтиңлар. Әнди билип қоюңларки, Йәһия пәйғәмбәрдинму үстүндур. | |
Matt | UyCyr | 11:10 | Чүнки Муқәддәс Язмиларда: «Мана алдиңда әлчимни әвәтимән. У Сениң йолуңни алдин-ала тәйярлайду», дәп йезилған вә бу йәрдики «әлчим» дәл Йәһия пәйғәмбәрни көрситиду. | |
Matt | UyCyr | 11:11 | Билип қоюңларки, инсанлар арисида чөмүлдүргүчи Йәһиядинму улуқ киши оттуриға чиққини йоқ, амма Асманниң Падишалиғидики әң әрзимәс бирсиму униңдин улуқ болиду. | |
Matt | UyCyr | 11:12 | Чөмүлдүргүчи Йәһия оттуриға чиққан күнләрдин бери, Асманниң Падишалиғи зораванлиққа учримақта. Зораванлар Униңға һуҗум қилмақта. | |
Matt | UyCyr | 11:13 | Худаниң Падишалиғи тоғрисида Йәһия пәйғәмбәрниң заманиғичә болған барлиқ пәйғәмбәрләрниң тәлимлиридә, шундақла Тәвратта алдин-ала бешарәт берилгән. | |
Matt | UyCyr | 11:14 | Әгәр қобул қилалисаңлар, Мениң «Қайтип келиши муқәррәр болған Илияс пәйғәмбәр дәл Йәһия пәйғәмбәрниң өзидур» дегән сөзүмгә ишиниңлар. | |
Matt | UyCyr | 11:16 | Бу заманниң силәрдәк кишилирини зади кимләргә охшитай? Улар худди кочида олтиривелип, бир-биригә: | |
Matt | UyCyr | 11:17 | «Биз силәргә сүнәй челип бәрсәк, уссул ойнимидиңлар. Матәм музыкисини челип бәрсәк, һазиму тутмидиңлар», дәп рәнҗийдиған тутуруқсиз балиларға охшайду. | |
Matt | UyCyr | 11:18 | Чүнки Йәһия пәйғәмбәр келип роза тутатти, шарап ичмәтти. Шуниң билән улар: «Униңға җин тегипту», дейишти. | |
Matt | UyCyr | 11:19 | Инсан Оғли болса һәм йәйду, һәм ичиду. Бирақ улар: «Таза бир тоймас һарақкәш екән. У баҗгир вә башқа гунакарларниң дости», дейишиду. Билип қоюңларки, һекмәт бәргән мевиси билән тонулиду. | |
Matt | UyCyr | 11:20 | Андин һәзрити Әйса Өзи нурғун мөҗүзиләрни көрсәткән шәһәрләрдики товва қилмиғанларни әйипләп, мундақ деди: | |
Matt | UyCyr | 11:21 | — Һалиңларға вай, әй қоразинлиқлар! Һалиңларға вай, әй бәйтсайдалиқлар! Силәр үчүн яратқан мөҗүзилиримни Тир вә Сидон дегән ятлар шәһәрлиридә яратқан болсам, у йәрләрдики хәлиқ бурунла мәйүсләнгән һалда матиға йөгинип, күлгә милинип, гуналириға товва қилған болатти. | |
Matt | UyCyr | 11:22 | Билип қоюңларки, қиямәт күни Худаниң силәргә беридиған җазаси Тир вә Сидондикиләрниңкидинму еғир болиду. | |
Matt | UyCyr | 11:23 | Әй кәпәрнаһумлуқлар! Асманға чиқмақчимидиңлар? Әксичә дозаққа ташлинисиләр. Чүнки араңларда яратқан мөҗүзилиримни Содомда яратқан болсам, у шәһәр бүгүнки күнгичә моҗут болған болатти. | |
Matt | UyCyr | 11:24 | Шуни билип қоюңларки, қиямәт күни Худаниң силәргә беридиған җазаси Содомдикиләрниңкидинму еғир болиду. | |
Matt | UyCyr | 11:25 | Шуниңдин кейин һәзрити Әйса мундақ деди: — Пүтүн аләмниң Егиси болған әй Ата! Сән бу һәқиқәтләрни өзини әқиллиқ, билимлик чағлайдиған кишиләрдин йошуруп, кичик балилардәк сәби кишиләргә ашкарилиғанлиғиң үчүн, Саңа мәдһийиләр ейтимән. | |
Matt | UyCyr | 11:27 | Атам һәммини Маңа тәғдим қилди. Мени Атамдин башқа һеч ким һәқиқий тонумайду. Атамниму Мән вә Мән Өзәм ашкарилашни халайдиған кишиләрдин башқа һеч ким һәқиқий тонумайду. | |
Matt | UyCyr | 11:28 | Әй җапакәшләр вә еғир жүкни үстигә алғанлар! Мениң йенимға келиңлар, Мән силәргә арамлиқ берәй. | |
Matt | UyCyr | 11:29 | Мулайим вә кәмтармән. Шуңа Мениң боюнтуруғумға кирип, Мәндин үгиниңлар. Шундақ қилғанда, көңлүңлар арам тапиду. | |
Chapter 12
Matt | UyCyr | 12:1 | Шу күнләрдики бир дәм елиш күни һәзрити Әйса буғдайлиқтин өтүп кетивататти. Қосиғи ечип кәткән шагиртлири башақларни үзүвелип, йейишкә башлиди. | |
Matt | UyCyr | 12:2 | Буни көргән пәрисийләр һәзрити Әйсаға: — Қараң, шагиртлириңиз дәм елиш күни чәкләнгән ишни қиливатиду, — дейишти. | |
Matt | UyCyr | 12:3 | Һәзрити Әйса уларға: — Падиша Давут вә униң һәмралириниң ач қалғанда қандақ қилғанлиғини Муқәддәс Язмилардин оқумиғанму? | |
Matt | UyCyr | 12:4 | У ибадәтханидики муқәддәс җайға кирип, Худаға аталған нанларни роһанийдин сорап, һәмралири билән биллә йегән. Һалбуки, бу нанларни роһанийлардин башқа һәр қандақ кишиниң йейиши Тәврат қануниға хилап еди. | |
Matt | UyCyr | 12:5 | Шуниңға охшаш, ибадәтханида ишләйдиған роһанийлар дәм елиш күнлири ишлимәслик әмрини бузсиму, Тәвратта улар гунакар, дәп йезилмиған. Силәр буни оқуп бақмиғанму? | |
Matt | UyCyr | 12:7 | Әгәр силәр Худаниң: «Мән қурванлиқ қилишиңларни әмәс, рәһим-шәпқәт көрситишиңларни истәймән», дегән сөзиниң мәнасини билсәңлар еди, бегуна кишиләрни гунакар, дәп қариматтиңлар. | |
Matt | UyCyr | 12:10 | Ибадәтханида бир қоли қуруп кәткән бир адәм бар еди. Бәзи пәрисийләр һәзрити Әйсаниң үстидин әризә қилишқа банә тепиш мәхситидә Униңдин: — Дәм елиш күни кесәл сақайтиш Тәврат қануниға уйғунму? — дәп сориди. | |
Matt | UyCyr | 12:11 | Һәзрити Әйса уларға мундақ җавап бәрди: — Бирәриңларниң қойи ориға чүшүп кәтсә, дәм елиш күни демәй, уни дәрһал тартип чиқиривалмамсиләр? | |
Matt | UyCyr | 12:12 | Адәм қойдин көп қиммәтликтә! Демәк, дәм елиш күни яхшилиқ қилиш Тәврат қануниға уйғун. | |
Matt | UyCyr | 12:13 | Андин һәзрити Әйса һелиқи кесәлгә: — Қолуңни узарт, — деди. У адәм қолини узитиши биләнла қоли әслигә келип, йәнә бир қолиға охшаш һаләткә қайтти. | |
Matt | UyCyr | 12:14 | Буниң билән пәрисийләр ташқириға чиқип, һәзрити Әйсани қандақ қилип йоқитиш һәққидә мәслиһәт қилишти. | |
Matt | UyCyr | 12:15 | Буни билгән һәзрити Әйса у йәрдин кәтти. Нурғун кишиләр Униңға әгишип маңди. Һәзрити Әйса уларниң арисидики бемарларниң һәммисини сақайтти | |
Matt | UyCyr | 12:18 | «Мана Мениң таллиған Хизмәткарим, Дилим сөйгән йеқиним, Униңдин хурсәнмән! Роһумни ата қилимән Униңға; У адаләтни җакалайду пүткүл хәлиқләргә. | |
Matt | UyCyr | 12:20 | Езилгән қомучни сундурмас, Өчәй дәп қалған чирақниму өчәрмәс, Таки адаләт ғалибә қилмиғичә, | |
Matt | UyCyr | 12:22 | Шу чағда һәзрити Әйсаниң алдиға җин чаплишивалған кор вә кекәч бири елип келинди. Һәзрити Әйса уни сақайтип, сөзләләйдиған вә көрәләйдиған қилди. | |
Matt | UyCyr | 12:24 | Бу сөзни аңлиған пәрисийләр: — У җинларни уларниң башлиғи болған шәйтанға тайинип һайдайдикән, — дейишти. | |
Matt | UyCyr | 12:25 | Уларниң немә ойлаватқанлиғини билгән һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Әгәр бир дөләттикиләр икки груһқа бөлүнүп соқушса, у дөләт гумранлиққа йүз тутиду. Һәр қандақ шәһәр яки аилидикиләр өз ара җедәл-маҗра қилишса, уларму вәйран болуштин сақлиналмайду. | |
Matt | UyCyr | 12:26 | Әгәр шәйтан өз башқурушида болған җинларни һайдиса, өз-өзигә қарши чиққан болиду. Ундақта, униң падишалиғи қандақму пут тирәп туралисун? | |
Matt | UyCyr | 12:27 | Әгәр Мән җинларни уларниң падишаси болған шәйтанға тайинип һайдисам, силәрниң әгәшкүчилириңлар җинларни һайдашта кимгә таянди?! Ейтқанлириңларниң хата екәнлигини өз әгәшкүчилириңлар дәлилләп бериду. | |
Matt | UyCyr | 12:28 | Әмәлиятта Мән Худаниң Роһиға тайинип җинларни һайдавәттим. Бу Худаниң Падишалиғиниң араңларда намайән болғанлиғини испатлайду. | |
Matt | UyCyr | 12:29 | Бир киши қавул бирсиниң өйигә кирип, униң мелини қандақ булап кетәлисун? Пәқәт шу қавул адәмни бағлалиғанларла униң өйини булаң-талаң қилалайду. | |
Matt | UyCyr | 12:30 | Мән билән бир йолда маңмиғанлар Маңа қарши турғучилардур. Маңа жиғивелишқа ярдәм бәрмигәнләр тозутувәткүчиләрдур. | |
Matt | UyCyr | 12:31 | Шуниң үчүн билип қоюңларки, инсанларниң өткүзгән гуналири вә қилған күпүрлүклириниң һәммисини кәчүрүшкә болиду. Лекин Муқәддәс Роһқа қилинған күпүрлүк кәчүрүлмәйду. | |
Matt | UyCyr | 12:32 | Инсан Оғлиға қарши сөз қилғанлар кәчүрүмгә еришәләйду; лекин Муқәддәс Роһқа қарши гәп қилғанлар бу дуниядиму, у дуниядиму кәчүрүмгә еришәлмәйду. | |
Matt | UyCyr | 12:33 | — Силәр дәрәқни мевисидин пәриқ етишиңлар керәк. Мевә дәриғи яхши болса, беридиған мевисиму яхши болиду. Мевә дәриғи яман болса, беридиған мевисиму яман болиду. Чүнки һәр қандақ дәрәқ мевисидин билиниду. | |
Matt | UyCyr | 12:34 | Әй зәһәрлик иланлар! Силәр яман турсаңлар, ағзиңлардин қандақму яхши гәп чиқсун? Чүнки көңүлдә немә болса, еғиздин шу чиқиду. | |
Matt | UyCyr | 12:35 | Яхши адәм қәлбидики яхшилиғидин яхшилиқ чиқириду. Яман адәм қәлбидики яманлиғидин яманлиқ чиқириду. | |
Matt | UyCyr | 12:36 | Билип қоюңларки, силәр қилған һәр бир еғиз қуруқ гепиңлар үчүн қиямәт күни һесап берисиләр. | |
Matt | UyCyr | 12:38 | Шу чағда бәзи Тәврат устазлири вә пәрисийләр һәзрити Әйсадин: — Устаз, қудритиңизниң Худадин кәлгәнлигини карамәт билән көрсәткәйсиз, — деди. | |
Matt | UyCyr | 12:39 | Һәзрити Әйса уларға мундақ җавап қайтурди: — Осал вә вапасиз кишиләр карамәт көрсәт, дәпла туриду. Бирақ силәргә Юнус пәйғәмбәрниң карамитидин башқа көрситилидиған иккинчи карамәт йоқ. | |
Matt | UyCyr | 12:40 | Юнус пәйғәмбәр йоған бир белиқниң қосиғида үч кечә-күндүз қандақ турған болса, Инсан Оғлиму йәрниң бағрида үч кечә-күндүз шундақ туриду. | |
Matt | UyCyr | 12:41 | Қиямәт күни Нинәви шәһиридики хәлиқму қопуп, силәрниң үстүңлардин шикайәт қилиду. Чүнки улар Юнус пәйғәмбәрниң тәлимини аңлап, яман йолдин қайтқан. Бирақ бу йәрдә Юнус пәйғәмбәрдинму улуқ Бирси силәрни яман йолдин қайтишқа чақирса, қулақ салмидиңлар. | |
Matt | UyCyr | 12:42 | Қиямәт күни Әрәпстандики Шәба падишалиғиниң аял падишасиму орнидин туруп, силәрниң үстүңлардин шикайәт қилиду. Чүнки у падиша Сулайманниң әқиланә сөзлирини аңлаш үчүн, узун йолларни бесип кәлгән. Мана һазир бу йәрдә падиша Сулаймандинму улуғи бар. | |
Matt | UyCyr | 12:43 | — Җин бирәр адәмниң тенидин һайдаветилгәндин кейин, қурғақ далаларни арилап чиқип, туридиған җай издәйду, бирақ тапалмайду | |
Matt | UyCyr | 12:44 | вә: «Илгирики өйүмгә қайтай», дәйду. Шуниң билән җин у адәмниң тенигә қайтип келип, униң дилиниң йәнила бош, шундақла пакиз тазилинип рәтләнгән өйдәк болуп қалғанлиғини байқайдудә, | |
Matt | UyCyr | 12:45 | өзидинму бетәр йәттә җинни башлап кирип биллә туриду. Буниң билән һелиқи адәмниң кейинки һали бурунқидинму яманлишип кетиду. Бу заманниң яман адәмлириниң һалиму мана шундақ болиду. | |
Matt | UyCyr | 12:46 | Һәзрити Әйса хәлиққә давамлиқ сөзләватқанда, аниси билән инилири келип, Униң билән сөзләшмәкчи болуп ташқирида турушти. | |
Matt | UyCyr | 12:47 | Бири һәзрити Әйсаға: — Аниңиз вә инилириңиз Сиз билән сөзлишимиз дәп сиртта туриду, — деди. | |
Chapter 13
Matt | UyCyr | 13:2 | Әтрапиға нурғун адәм жиғилғачқа, У бир кемигә чиқип олтарди. Халайиқ болса көл бойида турушатти. | |
Matt | UyCyr | 13:3 | Һәзрити Әйса уларға тәмсил билән нурғун һекмәтләрни ейтип бәрди. У мундақ деди: — Бир дехан уруқ чачқили етизиға чиқипту. | |
Matt | UyCyr | 13:4 | Чачқан уруқлириниң бәзилири чиғир йол үстигә чүшүпту, қушлар келип уларни йәп кетипту. | |
Matt | UyCyr | 13:5 | Бәзилири тописи кам ташлиқ йәрләргә чүшүпту. Тописи непиз болғанлиқтин, тезла үнүп чиқипту, | |
Matt | UyCyr | 13:8 | Бәзилири болса үнүмлүк топиға чүшүпту. Уларниң бәзилири йүз һәссә, бәзилири атмиш һәссә, йәнә бәзилири оттуз һәссә һосул берипту. | |
Matt | UyCyr | 13:10 | Шагиртлири келип, һәзрити Әйсадин: — Сиз немә үчүн көпчиликкә тәлим бәргәндә тәмсил кәлтүрисиз? — дәп сориди. | |
Matt | UyCyr | 13:11 | Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди: — Асманниң Падишалиғиниң сирлири уларға әмәс, силәрниң билишиңларға берилди. | |
Matt | UyCyr | 13:12 | Чүнки кимдә әқил-парасәт болса, униңға техиму көп берилиду. Униңдики әқил-парасәт ешип-ташқичә болиду. Лекин кимдә әқил-парасәт болмиса, униңда бар болғиниму елип кетилиду. | |
Matt | UyCyr | 13:13 | Уларға тәмсил билән сөзлишимниң сәвәви шуки, улар қарисиму көрмәйду, аңлисиму тиңшимайду һәм һәқиқий чүшәнмәйду. | |
Matt | UyCyr | 13:14 | Буниң билән Худаниң Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтқан мону сөзлири әмәлгә ашурулди: «Сөзлиримни аңлайсиләр, аңлайсиләр, чүшәнмәйсиләр. Қилғанлиримға қарайсиләр, қарайсиләр, мәнасини уқмайсиләр. | |
Matt | UyCyr | 13:15 | Чүнки бу хәлиқниң зеһни қашаңлашқан. Қулақлирини етивалған, көзлириниму жумувалған. Ундақ болмисиди, көзлири көрәтти, қулақлириму аңлатти, Зеһни ойғинип, Маңа қайтатти. Мәнму уларни сақайтаттим». | |
Matt | UyCyr | 13:17 | Билип қоюңларки, бурунқи нурғун пәйғәмбәрләр вә дурус адәмләр силәр көргән вә аңлиғанларни көрүшни вә аңлашни арзу қилған болсиму, мурадиға йетәлмиди. | |
Matt | UyCyr | 13:19 | Әгәр бири Худаниң Падишалиғи тоғрисидики сөзни аңлап туруп чүшәнмисә, шәйтан келип униң көңлигә чүшкән сөзни елип кетиду. Бу дәл чиғир йол үстигә чечилған уруқлардур. | |
Matt | UyCyr | 13:20 | Тописи кам ташлиқ йәрләргә чечилған уруқларға кәлсәк, улар Худаниң сөзини аңлап, хошаллиқ билән дәрһал қобул қилғанларға тәмсил қилинған. | |
Matt | UyCyr | 13:21 | Һалбуки, Худаниң сөзи уларда йилтиз тартмиғачқа, улар узунға бәрдашлиқ берәлмәйду. Худаниң сөзигә ишәнгәнлигидин қийинчилиқ яки зиянкәшликкә учриса, Худа йолидин дәрһал чәтнәп кетиду. | |
Matt | UyCyr | 13:22 | Тикәнләрниң арисиға чечилғини шундақ адәмләргә тәмсил қилинғанки, бу адәмләр Худаниң сөзини аңлисиму, лекин көңлигә бу дунияниң әндишилири, байлиқниң езиқтуруши киривелип, Худаниң сөзини боғуветидудә, улар һосулсиз қалиду. | |
Matt | UyCyr | 13:23 | Үнүмлүк топиға чечилған уруқлар болса Худаниң сөзини аңлап чүшәнгән адәмгә тәмсил қилинған. Бундақ адәмләр әлвәттә һосул бериду, бәзилири йүз һәссә, бәзилири атмиш һәссә, йәнә бәзилири оттуз һәссә һосул бериду. | |
Matt | UyCyr | 13:24 | Һәзрити Әйса уларға башқа бир тәмсилни сөзләп бәрди: — Асманниң Падишалиғи етизға яхши уруқ чачқан адәмгә охшайду. | |
Matt | UyCyr | 13:25 | Бир кечиси һәммә адәм уйқиға чөмгәндә, у адәмниң дүшмини келип, буғдайниң арисиға явайи от уруқлирини чечиветип кетипту. | |
Matt | UyCyr | 13:27 | Ғоҗайинниң чакарлири келип, униңға: «Ғоҗайин, сиз етизға яхши уруқ чачқан едиңизғу, бу явайи отлар нәдин келип қалди?» дәпту. | |
Matt | UyCyr | 13:28 | «Бу бир дүшмәнниң иши», дәпту ғоҗайин. Чакарлар: «Берип явайи отларни жулувәтсәк қандақ?» дәп сорапту. | |
Matt | UyCyr | 13:30 | Уларни өсүшигә қоюветиңлар. Ома вақтида мән омичиларға: ‹ Авал явайи отларни жулуп, көйдүрүш үчүн бағлап жиғивелиңлар, андин буғдайларни жиғип амбиримға қачилаңлар › дәймән», дәпту ғоҗайин. | |
Matt | UyCyr | 13:31 | Һәзрити Әйса уларға йәнә бир тәмсилни сөзләп бәрди: — Асманниң Падишалиғи худди бир адәмниң етизға чачқан қича уруғиға охшайду. | |
Matt | UyCyr | 13:32 | Қича уруғи пүтүн уруқларниң ичидә әң кичик болсиму, у һәр қандақ зираәттин егиз өсүп көчәт болиду, һәтта қушларму келип униң шахлирида угулайду. | |
Matt | UyCyr | 13:33 | Һәзрити Әйса уларға башқа бир тәмсилни сөзләп бәрди: — Асманниң Падишалиғи худди хемиртуручқа охшайду. Аял хемиртуручни бир халта унға қошуп жуғарса, бу хемиртуруч пүтүн хемирни болдуралайду. | |
Matt | UyCyr | 13:34 | Һәзрити Әйса бу ишларниң һәммисини тәмсилләр билән көпчиликкә баян қилди. У тәмсил кәлтүрмәй туруп һеч қандақ тәлим бәрмәтти. | |
Matt | UyCyr | 13:35 | Буниң билән бир пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтилған мону сөзләр әмәлгә ашурулди: «Ағзимни тәмсил сөзләш билән ачимән, Дуния яритилғандин бери сир болуп кәлгән ишларни тилға алимән». | |
Matt | UyCyr | 13:36 | Шуниңдин кейин һәзрити Әйса көпчиликтин айрилип өйгә кирди. Шагиртлири йениға келип: — Етиздики явайи отлар тоғрисидики тәмсилни чүшәндүрүп қойсиңиз, — деди. | |
Matt | UyCyr | 13:38 | Етиз дуния болуп, яхши уруқлар Асманниң Падишалиғиниң мирасхорлиридур. Явайи отлар болса шәйтанға тәвә болғанлардур. | |
Matt | UyCyr | 13:39 | Явайи от уруқлирини чачқан дүшмән шәйтандур. Ома вақти заман ахири, омичилар болса периштәләрдур. | |
Matt | UyCyr | 13:41 | Инсан Оғли периштәлирини әвәтип, инсанларни гунаға аздурған вә яманлиқ қилғанларниң һәммисини Өз Падишалиғидин илғап чиқирип, | |
Matt | UyCyr | 13:42 | уларни лавулдап турған отқа ташлайду. Улар у йәрдә һәсрәттә жиғлап, чишлирини ғучурлитиду. | |
Matt | UyCyr | 13:43 | Һәққаний адәмләр у чағда Атиси Худаниң Падишалиғида қуяштәк чақнайду. Бу сөзләрни қулиғиңларда чиң тутуңлар! | |
Matt | UyCyr | 13:44 | — Асманниң Падишалиғи худди етизда йошурулған бир ғәзнигә охшайду. Уни тепивалғучи һаяҗан ичидә ғәзнини қайтидин йошуруп, шу етизни сетивелиш үчүн бар-йоқини сетиветиду. | |
Matt | UyCyr | 13:45 | Асманниң Падишалиғи йәнә қиммәт баһалиқ үнчә-мәрвайитларни издигән содигәргә охшайду. | |
Matt | UyCyr | 13:46 | Содигәр наһайити қиммәт баһалиқ бир мәрвайитни тапқан екән, қайтип берип бар-йоқини сетип, у мәрвайитни сетивалиду. | |
Matt | UyCyr | 13:47 | — Асманниң Падишалиғи йәнә деңизға ташлинип һәр хил белиқларни тутидиған торға охшайду. | |
Matt | UyCyr | 13:48 | Тор толғанда, белиқчилар уни қирғаққа тартип чиқириду. Андин олтирип, яхши белиқларни илғавелип, севәтләргә қачилап, начарлирини ташлаветиду. | |
Matt | UyCyr | 13:49 | Қиямәт күниму шундақ болиду. Периштәләр келип яман кишиләрни һәққаний кишиләрдин айрийду | |
Matt | UyCyr | 13:50 | вә уларни лавулдап турған отқа ташлайду. Улар у йәрдә һәсрәттә жиғлап, чишлирини ғучурлитиду. | |
Matt | UyCyr | 13:51 | Һәзрити Әйса улардин: — Бу сөзләрни чүшәндиңларму? — дәп сориди. — Чүшәндуқ, — дәп җавап бәрди улар. | |
Matt | UyCyr | 13:52 | Һәзрити Әйса мундақ деди: — Асманниң Падишалиғи тоғрилиқ тәлим алған Тәврат устази худди ғәзнисидин конинила әмәс, бәлки йеңи нәрсиләрниму елип чиққан ғоҗайинға охшайду. | |
Matt | UyCyr | 13:54 | Өз жутиға кәтти вә Өз жутидики ибадәтханида хәлиққә тәлим беришкә башлиди. Униң тәлимини аңлиған хәлиқ һәйран болуп: — Бу Адәмниң бунчивала әқил-парасити вә мөҗүзә яритиш қудрити нәдин кәлгәнду? | |
Matt | UyCyr | 13:55 | У пәқәт аддий бир яғашчиниң оғлиғу? Униң анисиниң исми Мәрийәм; Яқуп, Йүсүп, Симун вә Йәһудалар Униң қериндашлири әмәсму? | |
Matt | UyCyr | 13:56 | Сиңиллириниң һәммиси өз ичимиздиғу? Шундақ туруп, Униңдики бу қабилийәтләр зади нәдин кәлгәнду? — дейишәтти. | |
Matt | UyCyr | 13:57 | Шуниң билән улар Уни рәт қилди. Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Пәйғәмбәр өз жути вә өз өйидә һөрмәткә сазавәр болмайду. | |
Chapter 14
Matt | UyCyr | 14:2 | қол астидикиләргә: — Бу адәм чөмүлдүргүчи Йәһия болса керәк, у чоқум өлүмдин тирилипту. Униң пәвқуладдә қудрәтләргә егә болғанлиғиниң сәвәви әйнә шу, — деди. | |
Matt | UyCyr | 14:3 | Һиродниң бундақ дейишиниң сәвәви, у өгәй акиси Филипниң аяли Һиродийәни тартивалғанда, у аялниң тәливи билән Йәһияни тутқун қилип, зинданға ташлиған еди. | |
Matt | UyCyr | 14:4 | Чүнки Йәһия Һиродқа: «Акаңниң аялини тартивелишиң Тәврат қануниға хилаптур», дәп кәлгән еди. | |
Matt | UyCyr | 14:5 | Һирод шу сәвәптин Йәһияни өлтүрмәкчи болған болсиму, бирақ хәлиқтин қорққан еди, чүнки хәлиқ Йәһияни пәйғәмбәр, дәп қаратти. | |
Matt | UyCyr | 14:6 | Һиродниң туғулған күни аяли Һиродийәниң бурунқи еридин болған қизи оттуриға чиқип уссул ойнап бәрди. Бу Һиродқа шундақ яқтики, | |
Matt | UyCyr | 14:8 | Қиз анисиниң күшкүртүши билән: — Дәрһал чөмүлдүргүчи Йәһияниң каллисини елип, бир тәхсигә қоюп әкелиң, — деди. | |
Matt | UyCyr | 14:9 | Һирод хан буниңға оңайсизланған болсиму, меһманларниң алдида қилған қәсими түпәйлидин, бу тәләпни орунлашни буйриди. | |
Matt | UyCyr | 14:11 | Бир тәхсигә қоюлған калла қизниң алдиға елип келинди. Қиз буни анисиниң алдиға апарди. | |
Matt | UyCyr | 14:12 | Йәһияниң шагиртлири берип, җәсәтни дәпнә қилди. Андин һәзрити Әйсаға әһвални хәвәр қилди. | |
Matt | UyCyr | 14:13 | Һәзрити Әйса бу хәвәрни аңлап, хали бир җайға Өзи ялғуз кетиш үчүн кемигә олтирип, у йәрдин кәтти. Буниңдин хәвәр тапқан хәлиқ әтраптики йезилардин келишип, Униң кәйнидин пиядә маңди. | |
Matt | UyCyr | 14:14 | Һәзрити Әйса кемидин чүшкинидә, нурғун адәмләрни көрди вә уларға ич ағритип, уларниң кесәллирини сақайтти. | |
Matt | UyCyr | 14:15 | Кәчқурун шагиртлири һәзрити Әйсаниң йениға келип: — Бу хали бир җай екән, вақитму бир йәргә берип қалди. Халайиқни тарқитивәткән болсиңиз, улар кәнтләргә берип өзлиригә тамақ сетивалсун, — деди. | |
Matt | UyCyr | 14:16 | — Уларниң тарқап кетишиниң һаҗити йоқ, уларға өзәңлар тамақ бериңлар, — деди һәзрити Әйса. | |
Matt | UyCyr | 14:17 | Шагиртлар: — Биздә бәш нан билән икки данә белиқтин башқа һеч нәрсә йоқ, — дейишти. | |
Matt | UyCyr | 14:19 | У халайиқни чимлиқниң үстидә олтиришқа буйруғандин кейин, бәш нан билән икки белиқни қолиға елип, асманға қарап Худаға шүкүр ейтти. Андин нанларни уштуп шагиртлириға бәрди. Улар көпчиликкә тарқатти. | |
Matt | UyCyr | 14:22 | Буниң кәйнидинла, һәзрити Әйса шагиртлириниң кемигә олтирип, көлниң қарши қирғиғиға Өзидин авал өтүшини буйриди. Бу арида Өзи халайиқни тарқитивәтти. | |
Matt | UyCyr | 14:23 | Уларни тарқитивәткәндин кейин, һәзрити Әйса дуа-тилавәт қилиш үчүн Өзи тәнһа таққа чиқти, кәчтиму У йәрдә ялғуз қалди. | |
Matt | UyCyr | 14:24 | Бу чағда кемә қирғақтин хелә узақта долқунлар ичидә чайқилип тәстә илгириләвататти, чүнки қарши тәрәптин шамал чиқивататти. | |
Matt | UyCyr | 14:25 | Таң етишқа аз қалғанда, һәзрити Әйса көлниң үстидә меңип, шагиртлири тәрәпкә кәлди. | |
Matt | UyCyr | 14:26 | Шагиртлар Униң көлниң үстидә меңип келиватқанлиғини көрүп, вәһимигә чүшти. — У бир алвасти! — дейишип, қорқуп чуқан селишип кәтти. | |
Matt | UyCyr | 14:28 | Петрус буниңға җававән: — Әй Рәббим, әгәр бу Сиз болсиңиз, су үстидә меңип йениңизға беришимға әмир қилиң, — деди. | |
Matt | UyCyr | 14:29 | — Кәл, — деди һәзрити Әйса. Петрус кемидин чүшүп, су үстидә һәзрити Әйсаға қарап маңди. | |
Matt | UyCyr | 14:30 | Лекин қаттиқ чиқиватқан боранни көрүп қорқти вә суға чөкүшкә башлиғанда: — Рәббим, мени қутқузувалғайсиз! — дәп вақириди. | |
Matt | UyCyr | 14:31 | Һәзрити Әйса дәрһал қолини узитип, уни тутувалди вә униңға: — Әй ишәнчи аҗиз, немишкә гуман қилдиң? — деди. | |
Matt | UyCyr | 14:33 | Шагиртлири һәзрити Әйсаға сәҗдә қилип: — Сиз һәқиқәтән Худа Оғли екәнсиз, — дейишти. | |
Matt | UyCyr | 14:35 | У йәрниң хәлқи һәзрити Әйсани тонуп, әтраптики җайларға хәвәр әвәтти. Кишиләр бемарларниң һәммисини Униң алдиға елип келип, | |
Chapter 15
Matt | UyCyr | 15:1 | Бу чағда пайтәхт Йерусалимдин бәзи пәрисийләр вә Тәврат устазлири һәзрити Әйсаниң алдиға келип: | |
Matt | UyCyr | 15:2 | — Шагиртлириң немишкә әҗдатлиримизниң әнъәнилиригә хилаплиқ қилиду? Улар тамақтин илгири қоллирини жуймайдикәнғу, — деди. | |
Matt | UyCyr | 15:3 | Һәзрити Әйса уларға мундақ җавап бәрди: — Силәрчу! Силәр немишкә әнъәнимизгә риайә қилимиз дәп, Худаниң әмирлиригә хилаплиқ қилисиләр? | |
Matt | UyCyr | 15:4 | Худа: «Ата-анаңни һөрмәт қил» вә «Атиси яки анисини һақарәтлигәнләргә өлүм җазаси берилсун», дәп әмир қилған. | |
Matt | UyCyr | 15:5 | Лекин силәр: «Ата-анисиға: Мәндин алидиған пүтүн маддий ярдимиңларни Худаға атавәттим, дегән кишиниң | |
Matt | UyCyr | 15:6 | ата-анисиға һөрмәт көрситиш мәҗбурийити қалмайду», дәйсиләр. Буниң билән әнъәнәңларни дәп, Худаниң әмрини йоққа чиқирисиләр. | |
Matt | UyCyr | 15:7 | Әй сахтипәзләр! Худа Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтқан мону сөзләр силәргә немә дегән мас келиду һә: | |
Matt | UyCyr | 15:9 | Маңа қилған ибадити бекардур. Чүнки үгәткәнлири Худаниң әмирлири әмәс, Бәлки өзлири чиқиривалған пәтивалардур». | |
Matt | UyCyr | 15:10 | Һәзрити Әйса халайиқни йениға чақирип, уларға: — Қулақ селиңлар һәм шуни чүшиниңларки, | |
Matt | UyCyr | 15:11 | инсанни напак қилидиғини ағзидин киридиғини әмәс, бәлки ағзидин чиқидиғинидур, — деди. | |
Matt | UyCyr | 15:12 | Кейин шагиртлири Униң алдиға келип: — Сизниң сөзлириңиз пәрисийләрниң чишиға тәккәнлигини билдиңизму, — деди. | |
Matt | UyCyr | 15:13 | Һәзрити Әйса мундақ җавап қайтурди: — Асмандики Атам тикмигән һәр қандақ өсүмлүк йилтизидин қомуруп ташлиниду. | |
Matt | UyCyr | 15:14 | Уларға писәң қилмаңлар; улар қарғуларға йол башлайдиған қарғулардур. Әгәр қарғу қарғуни йетәклисә, һәр иккиси ориға чүшүп кетиду. | |
Matt | UyCyr | 15:17 | — еғизға киргән нәрсиләрниң ашқазан арқилиқ тәрәт болуп чиқип кетидиғанлиғини чүшәнмәмсиләр? | |
Matt | UyCyr | 15:19 | Чүнки яман нийәт, қатиллиқ, нека садиқлиғини бузуш, җинсий әхлақсизлиқ, оғрилиқ, ялған гувалиқ вә төһмәтхорлуқ қатарлиқ гуналарниң һәммиси қәлбтин чиқиду. | |
Matt | UyCyr | 15:20 | Инсанни мана шулар напак қилиду. Жуюлмиған қоллар билән таам йейиш болса инсанни напак қилмайду. | |
Matt | UyCyr | 15:21 | Һәзрити Әйса у йәрдин кетип, Тир вә Сидон шәһәрлириниң әтрапидики районларға барди. | |
Matt | UyCyr | 15:22 | У йәрдә олтирақлашқан қананлардин болған бир аял һәзрити Әйсаниң алдиға келип: — Әй тәхсир! Падиша Давутниң Әвлади, һалимға йәткәйсиз! Қизимға җин чаплишивалған еди, һали бәк харап, — дәп зарлиди. | |
Matt | UyCyr | 15:23 | Лекин һәзрити Әйса у аялға бир еғизму җавап бәрмиди. Шагиртлири Униң алдиға келип: — Бу аялни йолға салғайсиз! Кәйнимизгә әгишивелип йол бойи вақирап жүриду, — дәп тәләп қилди. | |
Matt | UyCyr | 15:24 | Һәзрити Әйса һелиқи аялға қарап мундақ деди: — Мән пәқәт Худаниң йоқалған қойлири — исраилларға әвәтилдим. | |
Matt | UyCyr | 15:25 | Һелиқи аял Униң алдиға келип: — Әй тәхсир, маңа шапаәт қилғайсиз! — дәп айиғиға жиқилди. | |
Matt | UyCyr | 15:27 | Һелиқи аял буниңға җававән: — Шундақ, Тәхсир, бирақ иштларму ғоҗайининиң дәстихинидин чүшкән нан угаклирини йәйдуғу! — деди. | |
Matt | UyCyr | 15:28 | Шуниң билән һәзрити Әйса униңға: — Әй аял, ишәнчиң камил екән! Тилигиниңдәк болсун, — деди. У аялниң қизи шу ан сақийип кәтти. | |
Matt | UyCyr | 15:30 | Униң алдиға нурғун халайиқ жиғилди. Улар йәнә току, қарғу, чолақ, кекәч вә башқа һәр хил кесәлләрниму елип келип, һәзрити Әйсаниң алдиға қоюшти. Һәзрити Әйса уларни сақайтти. | |
Matt | UyCyr | 15:31 | Хәлиқ кекәчләрниң тили чиққанлиғини, чолақларниң әслигә кәлгәнлигини, токуларниң маңғанлиғини, қарғуларниң көзи ечилғанлиғини көрүп, һәйран болди вә исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаға мәдһийә ейтти. | |
Matt | UyCyr | 15:32 | Һәзрити Әйса шагиртлирини йениға чақирип: — Бу халайиққа ичим ағрийду. Улар үч күндин бери йенимдин кәтмиди, йәйдиған бир нәрсисиму қалмиди. Уларни өйлиригә ач қосақ қайтурушни халимаймән, йолда жиқилип қелиши мүмкин, — деди. | |
Matt | UyCyr | 15:33 | Шагиртлар Униңға: — Бундақ хали бир йәрдә бунчивала халайиқни тойдурғидәк нанни нәдин тапимиз? — дейишти. | |
Matt | UyCyr | 15:34 | — Қанчә нениңлар бар? — дәп сориди һәзрити Әйса. — Йәттә нан билән бир нәччә тал кичик белиғимиз бар, — дейишти улар. | |
Matt | UyCyr | 15:36 | Андин йәттә нан билән белиқларни қолиға алди вә Худаға шүкүр ейтип, уларни уштуп шагиртлириға бәрди. Улар көпчиликкә тарқатти. | |
Matt | UyCyr | 15:37 | Һәммиси йәп тойғандин кейин, шагиртлар ешип қалған парчиларни йәттә севәткә жиғивалди. | |
Chapter 16
Matt | UyCyr | 16:1 | Пәрисийләр билән садуқий диний еқимидикиләр һәзрити Әйсаниң йениға келип, Униң Худа тәрипидин әвәтилгәнлигини синап беқиш мәхситидә, Униңдин бир карамәт көрситишни тәләп қилишти. | |
Matt | UyCyr | 16:2 | Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Кәчқурун силәр: «Упуқта қизил шәпәқ көргиниңларда, әтә һава очуқ болиду», дәйсиләр. | |
Matt | UyCyr | 16:3 | Әтигәндә: «Бүгүн асманниң рәңги көкүш қизил вә булутлуқ, һава бузулиду», дәйсиләр. Асман рәңгини чүшәндүрәләйсиләрю, бу заманда йүз бериватқан аламәтләрни чүшәндүрәлмәйсиләр! | |
Matt | UyCyr | 16:4 | Осал вә вапасиз кишиләр карамәт көрсәт, дәпла туриду. Бирақ силәргә Юнус пәйғәмбәрниң карамитидин башқа көрситилидиған иккинчи карамәт йоқ. Андин һәзрити Әйса уларни ташлап кәтти. | |
Matt | UyCyr | 16:6 | Һәзрити Әйса уларға: — Һошияр болуңлар, пәрисийләр билән садуқийларниң ечитқусидин еһтият қилиңлар — деди. | |
Matt | UyCyr | 16:8 | Уларниң немә дейишиватқанлиғини билгән һәзрити Әйса мундақ деди: — Әй ишәнчи аҗизлар! Немә үчүн нан әкәлмигәнлигиңлар тоғрисида сөзлишисиләр? | |
Matt | UyCyr | 16:9 | Техичә чүшәнмидиңларму? Бәш нан билән бәш миң кишини тойдурғанлиғим, йәнә қанчә севәт йемәклик жиғивалғанлиғиңлар есиңларда йоқму? | |
Matt | UyCyr | 16:10 | Йәттә нан билән төрт миң кишини тойдурғанлиғим, йәнә қанчә севәт йемәклик жиғивалғанлиғиңларму есиңларда йоқму? | |
Matt | UyCyr | 16:11 | Силәр немишкә Мениң ейтқинимниң нан тоғрилиқ әмәслигини чүшәнмәйсиләр? Мән йәнә силәргә: «Пәрисийләр билән садуқийларниң ечитқусидин еһтият қилиңлар», дәймән. | |
Matt | UyCyr | 16:12 | Шагиртлар шундила һәзрити Әйсаниң өзлиригә нандики ечитқудин әмәс, бәлки пәрисийләр билән садуқийларниң ечитқусидин, йәни сахта тәлимидин еһтият қилишни ейтқанлиғини чүшинип йәтти. | |
Matt | UyCyr | 16:13 | Һәзрити Әйса Филип Қәйсәрийәси райониға кәлгинидә, шагиртлиридин: — Кишиләр Инсан Оғлини ким дәп билидикән? — дәп сориди. | |
Matt | UyCyr | 16:14 | Шагиртлири: — Бәзиләр Сизни чөмүлдүргүчи Йәһия, бәзиләр Илияс пәйғәмбәр вә йәнә бәзиләр Йәрәмия яки башқа қедимки пәйғәмбәрләрдин бири дәп билидикән, — дәп җавап бәрди. | |
Matt | UyCyr | 16:16 | Петрус дәпму аталған Симун: — Сиз мәңгү һаят Худа Оғли Қутқазғучи-Мәсиһ екәнсиз, — дәп җавап бәрди. | |
Matt | UyCyr | 16:17 | Һәзрити Әйса униңға: — Немә дегән бәхитликсән, Юнус оғли Симун! Буни саңа ашкарилиғучи инсан әмәс, бәлки асмандики Атам Худадур. | |
Matt | UyCyr | 16:18 | Саңа шуни ейтайки, сән болсаң Петрус. Мән җамаитимни бу таш үстигә қуримән. Униң үстидин өлүмниң күчиму ғалип келәлмәйду. | |
Matt | UyCyr | 16:19 | Асманниң Падишалиғиниң ачқучлирини саңа беримән. Сениң йәр йүзидә йол қойғанлириң асмандиму йол қоюлуп болған болиду. Сениң йәр йүзидә йол қоймиғанлириң асмандиму йол қоюлмиған болиду, — деди. | |
Matt | UyCyr | 16:20 | Бу сөзләрдин кейин һәзрити Әйса шагиртлириға Өзиниң Қутқазғучи-Мәсиһ екәнлигини һеч кимгә ейтмаслиқни тапилиди. | |
Matt | UyCyr | 16:21 | Шуниңдин кейин һәзрити Әйса Өзиниң Йерусалимға кетиши, ақсақаллар, алий роһанийлар вә Тәврат устазлири тәрипидин көп азап-оқубәт тартиши, өлтүрүлүши вә үчинчи күни тирилдүрүлүши керәклигини шагиртлириға уқтурушқа башлиди. | |
Matt | UyCyr | 16:22 | Бу гәпни аңлиған Петрус һәзрити Әйсани бир чәткә тартип, Уни әйипләп: — Я Рәббим, немишкә бундақ хиялда болисиз? Бешиңизға бундақ ишлар әсла кәлмәйду! — деди. | |
Matt | UyCyr | 16:23 | Лекин һәзрити Әйса Петрусқа қарап: — Йоқал көзүмдин, шәйтандәк сөзләватисән! Сән Маңа путликашаң, сениң ойлиғанлириң Худаниң әмәс, инсанниң хиялидур, — деди. | |
Matt | UyCyr | 16:24 | Кейин һәзрити Әйса шагиртлириға мундақ деди: — Кимду-ким Маңа әгишишни халиса, өз хаһишидин ваз кечип, өзиниң чапрас яғичини көтирип, Маңа әгәшсун! | |
Matt | UyCyr | 16:25 | Чүнки өзи үчүнла яшайдиғанлар әксичә һаятидин мәһрум болиду. Бирақ өз хаһишидин ваз кечип, Мениң үчүн яшайдиғанлар һаятлиққа еришиду. | |
Matt | UyCyr | 16:26 | Бир адәм пүтүн дунияға егә болуп һаятидин мәһрум қалса, буниң немә пайдиси болсун?! Немини төләпму һаятлиққа еришкили болсун?! | |
Matt | UyCyr | 16:27 | Инсан Оғли болған Мән Атамниң шан-шәриви ичидә периштәлири билән келип, һәммә адәмниң өз әмәлиятиға чушлуқ җавап қайтуримән. | |
Chapter 17
Matt | UyCyr | 17:1 | Алтә күндин кейин һәзрити Әйса пәқәт Петрус, Яқуп вә Яқупниң иниси Юһаннанила елип, егиз бир таққа чиқти. | |
Matt | UyCyr | 17:2 | У йәрдә һәзрити Әйсаниң қияпити уларниң көз алдидила өзгирип, йүзи қуяштәк парлиди, кийимлири нурдәк аппақ болуп чақниди. | |
Matt | UyCyr | 17:3 | Тосаттин шагиртларға Муса пәйғәмбәр вә Илияс пәйғәмбәрниң һәзрити Әйса билән сөзлишиватқанлиғи көрүнди. | |
Matt | UyCyr | 17:4 | Петрус һәзрити Әйсаға: — Әй Рәббим, бу йәрдә болғинимиз немә дегән яхши! Халисиңиз, бири Сизгә, бири Муса пәйғәмбәргә, йәнә бири Илияс пәйғәмбәргә тәвә дәп, бу йәргә үч кәпә ясай, — деди. | |
Matt | UyCyr | 17:5 | Петрусниң гепи түгимәйла, парлақ бир булут уларни қаплавалди. Булуттин Худаниң: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлум. Мән Униңдин хурсәнмән. Униң сөзигә қулақ селиңлар!» дегән авази аңланди. | |
Matt | UyCyr | 17:9 | Тағдин чүшүветип, һәзрити Әйса уларға: — Инсан Оғли өлүмдин тирилдүрүлмигичә, көргәнлириңларни һеч кимгә ейтмаңлар, — дәп тапилиди. | |
Matt | UyCyr | 17:10 | Андин шагиртлири Униңдин: — Тәврат устазлири немә үчүн: «Илияс пәйғәмбәр Қутқазғучи-Мәсиһ келиштин авал қайтип келиши керәк», дейишиду? — дәп сорашти. | |
Matt | UyCyr | 17:11 | Һәзрити Әйса җававән: — Әлвәттә, Илияс пәйғәмбәр чоқум Қутқазғучи-Мәсиһтин авал келип, һәммини қелипиға кәлтүриду. | |
Matt | UyCyr | 17:12 | Билип қоюңларки, Илияс пәйғәмбәр аллиқачан кәлди, лекин кишиләр уни тонумиғанлиқтин, униңға қилмиған әскилиги қалмиди. Худди шуниңдәк, улар Инсан Оғлиғиму азап салиду, — деди. | |
Matt | UyCyr | 17:13 | Шу чағда шагиртлар һәзрити Әйсаниң Илияс пәйғәмбәрни тилға елиш арқилиқ чөмүлдүргүчи Йәһияни көрситиватқанлиғини чүшәнди. | |
Matt | UyCyr | 17:14 | Улар көпчиликниң йениға барғинида, бир киши һәзрити Әйсаниң алдиға келип, тизлинип: | |
Matt | UyCyr | 17:15 | — Тәхсир, оғлумниң һалиға йәткәйсиз! Балиниң тутқақлиқ кесили болғачқа, һали бәк харап, дайим отниң яки суниң ичигә чүшүвалиду. | |
Matt | UyCyr | 17:17 | — Әй етиқатсиз вә бузулған әвлат! Мән силәрниң Маңа ишәнмигәнлигиңларға йәнә қачанғичә бәрдашлиқ берәй? — деди һәзрити Әйса, — балини алдимға елип келиңлар. | |
Matt | UyCyr | 17:18 | Һәзрити Әйса җинға буйруқ қилди. Шуниң билән җин балидин чиқип кәтти, балиму шу ан сақайди. | |
Matt | UyCyr | 17:19 | Кейин һәзрити Әйса ялғуз қалғанда, шагиртлар Униң йениға келип: — Биз немә үчүн җинни һайдалмидуқ? — дәп сорашти. | |
Matt | UyCyr | 17:20 | — Ишәнчиңлар аҗиз болғанлиғи үчүн, билип қоюңларки, силәрдә қича уруғидәк көләмдә болсиму ишәнч болсиди, әву таққа: «Бу йәрдин у йәргә көч», десәңлар, көчкән болатти. Ишәнчиңлар болса, қолуңлардин һеч иш қечип қутулалмайду. { | |
Matt | UyCyr | 17:21 | Бирақ бундақ җинларни дуа қилиш вә роза тутуш биләнла һайдиғили болиду, — деди һәзрити Әйса уларға.} | |
Matt | UyCyr | 17:22 | Улар Җәлилийә өлкисидә җәм болғанда, һәзрити Әйса уларға: — Инсан Оғли башқиларниң қолиға тапшурулуп өлтүрүлиду, лекин үчинчи күни тирилиду, — деди. Бу сөз шагиртларни ғәм-қайғуға салди. | |
Matt | UyCyr | 17:23 | Улар Җәлилийә өлкисидә җәм болғанда, һәзрити Әйса уларға: — Инсан Оғли башқиларниң қолиға тапшурулуп өлтүрүлиду, лекин үчинчи күни тирилиду, — деди. Бу сөз шагиртларни ғәм-қайғуға салди. | |
Matt | UyCyr | 17:24 | Һәзрити Әйса шагиртлири билән Кәпәрнаһум шәһиригә кәлгинидә, ибадәтхана беҗини жиққучилар Петрусниң йениға келип: — Устазиңлар ибадәтхана беҗини төлимәмду? — дәп сориди. | |
Matt | UyCyr | 17:25 | — Төләйду, — деди Петрус. Петрус өйгә кәлгәндә, у техи бир немә демәстинла һәзрити Әйса униңдин: — Симун, сениңчә дуниядики падишалар кимләрдин баҗ алиду? Өз пәрзәнтлиридинму яки башқилардинму? — дәп сориди. | |
Matt | UyCyr | 17:26 | Петрус: — Башқилардин, — дейиши билән, һәзрити Әйса: — Ундақта, пәрзәнтләр баҗдин хали болиду. | |
Chapter 18
Matt | UyCyr | 18:1 | Бу чағда һәзрити Әйсаниң шагиртлири Униң йениға келип: — Асманниң Падишалиғида ким әң улуқ? — дәп сориди. | |
Matt | UyCyr | 18:3 | — Билип қоюңларки, яман йолуңлардин йенип, кичик балилардәк сәби болмисаңлар, Асманниң Падишалиғиға һәргиз кирәлмәйсиләр. | |
Matt | UyCyr | 18:6 | Лекин кимду-ким Маңа ишәнгән бундақ кичикләрдин бирини гунаға аздурса, шу адәм үчүн ейтқанда бойниға йоған түгмән теши есилған һалда деңизниң әң чоңқур йеригә чөктүрүлгини әвзәл. | |
Matt | UyCyr | 18:7 | Инсанни гунаға аздуридиған қапқанлар түпәйлидин, бу дунияниң адәмлириниң һалиға вай! Бундақ қапқанлардин қечип қутулғили болмайду, лекин шу қапқанларни қурғучиниң һалиға вай! | |
Matt | UyCyr | 18:8 | Әгәр қолуң яки путуң сени гунаға аздурса, уни кесип ташла. Икки қолуң яки икки путуң бар һалда мәңгү өчмәс дозақ отиға ташланғиниңдин көрә, чолақ яки току һалда мәңгүлүк һаятқа еришкиниң әвзәл. | |
Matt | UyCyr | 18:9 | Әгәр көзүң сени гунаға аздурса, уни оюп ташла. Икки көзүң бар һалда мәңгү өчмәс дозақ отиға ташланғиниңдин көрә, бирла көзүң билән болсиму мәңгүлүк һаятқа еришкиниң әвзәл. | |
Matt | UyCyr | 18:10 | — Бу сәбиләрниң һәр қандақ биригиму сәл қараштин сақлиниңлар. Шуни ейтайки, уларниң асмандики периштәлири асмандики Атам Худаниң җамалини һәр дайим көрүп туриду. | |
Matt | UyCyr | 18:12 | Ойлап беқиңларчу? Бир адәмниң йүз туяқ қойи болуп, униңдин бири адишип қалса, у тохсән тоққуз қойни таққа ташлап, һелиқи адашқан қойини издимәмду? | |
Matt | UyCyr | 18:13 | Билип қоюңларки, әгәр уни тепивалса, у қой үчүн болған хошаллиғи адашмиған тохсән тоққузи үчүн болған хошаллиғидин чоң болиду. | |
Matt | UyCyr | 18:14 | Шуниңға охшаш, асмандики Атаңларму бу сәбиләрниң һеч қайсисиниң езип қелишини халимайду. | |
Matt | UyCyr | 18:15 | — Әгәр қериндишиң гуна өткүзүп қойса, униң йениға берип гунасини көрситип бәр. Һәр қандақ иш иккиңларниң арисидила қалсун. Қериндишиң сөзүңни аңлиса, униң билән яришивалған болисән. | |
Matt | UyCyr | 18:16 | Лекин аңлимиса, сениң ейтқанлириңниң гувачиси болуш үчүн йәнә бир-икки кишини елип, униң йениға барғин. Һәммә ишта икки-үч адәм гувачи болсун. | |
Matt | UyCyr | 18:17 | Әгәр қериндишиң уларниң сөзигә қулақ салмиса, әһвални мәсиһийләр җамаитигә уқтуруп қой. Әгәр уларниңкигиму қулақ салмиса, уни бутпәрәс яки инсапсиз баҗгир қатарида көр. | |
Matt | UyCyr | 18:18 | Билип қоюңларки, силәрниң йәр йүзидә йол қойғанлириңлар асмандиму йол қоюлуп болған болиду. Силәрниң йәр йүзидә йол қоймиғанлириңлар асмандиму йол қоюлмиған болиду. | |
Matt | UyCyr | 18:19 | Шуни йәнә билип қоюңларки, йәр йүзидә араңлардин икки киши бир нийәт, бир мәхсәттә бир нәрсини тиләп дуа қилса, асмандики Атам уларниң тилигини иҗавәт қилиду. | |
Matt | UyCyr | 18:20 | Чүнки икки яки үч киши Мениң намим билән қәйәрдә җәм болса, Мәнму шу йәрдә уларниң арисида болимән. | |
Matt | UyCyr | 18:21 | Бу чағда Петрус һәзрити Әйсаниң алдиға келип: — Әй Рәббим, қериндишимниң мениң алдимда өткүзгән қанчә қетимлиқ гунайини кәчүрүшим керәк? Йәттә қетимму? — деди. | |
Matt | UyCyr | 18:23 | Демәк, Асманниң Падишалиғи чакарлири билән һесап-китап қилмақчи болған бир падишаға охшайду. | |
Matt | UyCyr | 18:24 | Падиша һесап-китавини башлиғинида, униңға миллионлиған күмүч тәңгә қәриздар болған бир чакар кәлтүрүлүпту. | |
Matt | UyCyr | 18:25 | Чакарниң төләш мүмкинчилиги болмиғанлиқтин, падиша униңға өзини, хотун бала-җақиси вә бар-йоқини сетип, қәрзини төләшни буйрупту. | |
Matt | UyCyr | 18:26 | Чакар йәргә тизлинип туруп, ғоҗайини падишаға: «Маңа кәңчилик қилғайла, пүтүн қәрзимни чоқум төләймән», дәп ялвурупту. | |
Matt | UyCyr | 18:28 | Лекин чакар у йәрдин чиқип, өзигә бир нәччә тәңгә қәриздар болған йәнә бир чакарни учритипту. Уни тутувелип, бойнини сиқип туруп: «Қәрзиңни төлә», дәпту. | |
Matt | UyCyr | 18:29 | Бу чакарму йәргә тизлинип туруп: «Маңа кәңчилик қил, қәрзимни чоқум төләймән», дәп ялвурупту. | |
Matt | UyCyr | 18:30 | Лекин баштики чакар буни рәт қипту вә уни зинданға ташлитип: «Пүтүн қәризни төлимигичә, зинданда ятисән», дәпту. | |
Matt | UyCyr | 18:31 | Бу әһвални уқуп ичи интайин ағриған башқа чакарлар ғоҗайининиң алдиға берип, әһвални баштин-ахир хәвәр қипту. | |
Matt | UyCyr | 18:32 | Буниң билән ғоҗайин чакарни чақиртип: «Әй яман чакар, маңа ялвурғанлиғиң үчүн шунчә көп қәрзиңни кәчүрдүм. | |
Matt | UyCyr | 18:33 | Мән саңа ич ағритқинимдәк, сәнму чакар бурадириңгә ич ағритишиң керәк едиғу?» дәпту. | |
Matt | UyCyr | 18:34 | Буниң билән ғәзәпләнгән ғоҗайин уни пүтүн қәрзини төлигичә зинданда ятқузуш үчүн, вәһши гундипайларға тапшуруп берипту. | |
Chapter 19
Matt | UyCyr | 19:1 | Һәзрити Әйса бу сөзләрни ейтип болғандин кейин, Җәлилийә өлкисидин кетип, Йәһудийә өлкисини бесип өтүп, Иордан дәриясиниң у қетидики районларға барди. | |
Matt | UyCyr | 19:2 | Зор бир топ адәм Униңға әгишип кәлгән еди. Һәзрити Әйса уларниң арисидики кесәлләрни шу йәрдила сақайтти. | |
Matt | UyCyr | 19:3 | Һәзрити Әйсаниң йениға кәлгән бәзи пәрисийләр Униңға қапқан қуруш мәхситидә Униңдин: — Бир адәмниң һәр қандақ бир сәвәп билән аялини талақ қилиши Тәврат қануниға уйғунму? — дәп сориди. | |
Matt | UyCyr | 19:4 | Һәзрити Әйса мундақ җавап қайтурди: — Тәвратни оқумидиңларму? Яратқучи бурунла инсанларниң бир гәвдә болуши үчүн, уларни «Әр вә аял қилип яратти» вә | |
Matt | UyCyr | 19:5 | «Бир адәмниң ата-анисидин айрилип, аяли билән бирлишип бир тән болуши, әйнә шу сәвәптиндур», деди. | |
Matt | UyCyr | 19:6 | Шундақ екән, әр-аял әнди икки тән әмәс, бир тәндур. Шуниң үчүн Худа қошқанни инсан айримисун. | |
Matt | UyCyr | 19:7 | Пәрисийләр һәзрити Әйсадин: — Ундақта, Муса пәйғәмбәр немә үчүн Тәврат қанунида әрләрниң өз аяллириға бир парчә талақ хетини берипла уларни талақ қилса болидиғанлиғини ейтти? — дәп сорашти. | |
Matt | UyCyr | 19:8 | Һәзрити Әйса уларға: — Тәрсалиғиңлардин Муса пәйғәмбәр аяллириңларни талақ қилса рухсәт қилған. Бирақ аләм яритилғанда бундақ әмәс еди. | |
Matt | UyCyr | 19:9 | Билип қоюңларки, аялини җинсий әхлақсизлиқтин башқа бирәр сәвәп билән талақ қилип, башқа бирини әмригә алған киши нека садиқлиғини бузған болиду. | |
Matt | UyCyr | 19:10 | Шагиртлар һәзрити Әйсаға: — Әгәр әр билән аял оттурисидики мунасивәт шундақ болса, ундақта өйләнмәслик яхши екән, — деди. | |
Matt | UyCyr | 19:11 | Һәзрити Әйса уларға: — Бу дегәнликни һәммила адәм әмәс, пәқәт Худа несип қилғанларла қобул қилалайду. | |
Matt | UyCyr | 19:12 | Өйләнмәйдиған кишиләр хилму-хилдур. Бәзиләр туғма җинсий қабилийити аҗизлар, бәзиләр башқилар тәрипидин пичиветилгәнләр, йәнә бәзиләр Асманниң Падишалиғи үчүн өйлиништин ваз кәчкәнләрдур. Бу дегәнликни қобул қилалайдиғанлар қобул қилсун! — деди. | |
Matt | UyCyr | 19:13 | Қолини тәккүзүп бәхит тилисун дәп, кишиләр кичик балилирини һәзрити Әйсаниң алдиға елип кәлди. Бирақ шагиртлар уларни әйиплиди. | |
Matt | UyCyr | 19:14 | Һәзрити Әйса: — Балилар алдимға кәлсун, уларни тосимаңлар. Чүнки Асманниң Падишалиғиға киридиғанлар дәл мошуларға охшашлардур, — деди. | |
Matt | UyCyr | 19:16 | Бир күни бир жигит һәзрити Әйсаниң алдиға келип: — Устаз, мән қандақ яхши ишларни қилсам, мәңгүлүк һаятқа еришимән? — дәп сориди. | |
Matt | UyCyr | 19:17 | Һәзрити Әйса униңға: — Яхшилиқ тоғрисида немишкә Мәндин сорайсиз? Яхши болғучидин пәқәт Аирила бар. Мәңгүлүк һаятқа еришмәкчи болсиңиз, Униң әмирлирини ада қилиң, — деди. | |
Matt | UyCyr | 19:18 | — Қайси әмирләрни дәйсиз? — дәп сориди һелиқи жигит. Һәзрити Әйса мундақ деди: — Қатиллиқ қилма, нека садиқлиғини бузма, оғрилиқ қилма, ялған гувалиқ бәрмә, | |
Matt | UyCyr | 19:20 | — Буларниң һәммисигә әмәл қилип келиватимән. Булардин башқа йәнә немиләрни қилишим керәк? — дәп сориди жигит. | |
Matt | UyCyr | 19:21 | Һәзрити Әйса униңға: — Әгәр кам-котисиз болушни халисиңиз, берип барлиқ мал-мүлкиңизни сетип, пулини кәмбәғәлләргә бериң. Шундақ қилсиңиз, асманда ғәзниңиз болиду. Андин келип Маңа әгишиң, — деди. | |
Matt | UyCyr | 19:22 | Бу сөзни аңлиған жигит қайғу ичидә у йәрдин кетип қалди. Чүнки униң мал-дунияси наһайити көп еди. | |
Matt | UyCyr | 19:23 | Һәзрити Әйса шагиртлириға: — Билип қоюңларки, байларниң Асманниң Падишалиғиға кириши тәс. | |
Matt | UyCyr | 19:24 | Йәнә шуни ейтайки, уларниң Худаниң Падишалиғиға кириши төгиниң жиңнә төшүгидин өтүшидинму тәс! — деди. | |
Matt | UyCyr | 19:25 | Буни аңлиған шагиртлар бәкму һәйран болушуп: — Ундақта, ким қутқузушқа еришәләйду? — дәп сорашти. | |
Matt | UyCyr | 19:26 | Һәзрити Әйса уларға қарап: — Бу инсанларниң қолидин кәлмәйду, лекин Худа һәммигә қадирдур, — деди. | |
Matt | UyCyr | 19:27 | Буниң билән Петрус Униңдин: — Мана биз һәммини ташлап Сизгә әгәштуқ! Биз буниңдин немигә еришимиз? — дәп сориди. | |
Matt | UyCyr | 19:28 | Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Билип қоюңларки, йеңи дуния йетип келип, Инсан Оғли шанлиқ тәхтидә олтарғинида, силәр — Маңа әгәшкәнләр он икки тәхттә олтирип, исраилларниң он икки қәбилисигә һөкүмранлиқ қилисиләр. | |
Matt | UyCyr | 19:29 | Мени дәп өйлири, қериндашлири, ата-аниси, бала-җақилири яки йәр-зиминлиридин ваз кәчкәнләрниң һәммиси йоқатқанлиридин йүз һәссә артуғираққа еришип, мәңгүлүк һаяттин һөзүрлиниду. | |
Chapter 20
Matt | UyCyr | 20:1 | Һәзрити Әйса сөзини давамлаштуруп, мундақ деди: — Чүнки Асманниң Падишалиғи бир йәр егисигә охшайду. Йәр егиси үзүмзарлиғида ишләшкә адәм яллаш үчүн таң сәһәрдә сиртқа чиқипту. | |
Matt | UyCyr | 20:2 | У ишчиларниң күнигә бир күмүч тәңгидин беришкә келишип, уларни үзүмзарлиғиға әвәтипту. | |
Matt | UyCyr | 20:3 | Саат тоққуз әтрапида у йәнә сиртқа чиқип, базарда бекар жүргән башқа кишиләрни көрүпту. | |
Matt | UyCyr | 20:4 | Уларға: «Силәрму үзүмзарлиғимға берип ишләңлар, һәққиңларни мувапиқ беримән», дәпту. | |
Matt | UyCyr | 20:5 | Улар үзүмзарлиққа берипту. Чүш вақтида вә чүштин кейин саат үчләрдә у қайта чиқип, йәнә шундақ ишчилардин бир нәччини яллапту. | |
Matt | UyCyr | 20:6 | Саат бәшләрдә чиққинида, у йәрдә турған йәнә башқиларни көрүп, улардин: «Немә үчүн бу йәрдә күн бойи бекар жүрисиләр?» дәп сорапту. | |
Matt | UyCyr | 20:7 | «Бизни һеч ким яллимиди», дәп җавап қайтурупту улар. «Ундақта, силәрму үзүмзарлиғимға берип ишләңлар», дәпту йәр егиси уларға. | |
Matt | UyCyr | 20:8 | Кәчқурунлуғи йәр егиси ғоҗидарға: «Ишчиларни чақирип, әң ахирида кәлгәнләрдин башлап әң авал кәлгәнләргичә һәммисиниң иш һәққини бәр», дәпту. | |
Matt | UyCyr | 20:9 | Чүштин кейин саат бәштә ишқа чүшкәнләр келип, ғоҗидардин бир күмүч тәңгидин елишипту. | |
Matt | UyCyr | 20:10 | Әң авал ишқа чүшкәнләр техиму көп иш һәққи алимизғу, дәп ойлишипту. Бирақ уларға новәт кәлгәндә, ғоҗидар уларғиму бир күмүч тәңгидин берипту. | |
Matt | UyCyr | 20:12 | «Кейин кәлгәнләр пәқәт бир саатла ишлиди, бирақ сиз уларға күн бойи қаттиқ иссиқта азап чәккән бизгә охшаш һәқ бәрдиңиз!» дейишипту. | |
Matt | UyCyr | 20:13 | Йәр егиси уларниң биригә мундақ җавап қайтурупту: «Бурадәр, саңа наһәқлиқ қилғиним йоқ! Сән билән бир күмүч тәңгигә келишмигәнмидуқ? | |
Matt | UyCyr | 20:16 | Демәк, ахирқи болғанлар кәлгүсидә алдинқилар болиду, алдинқи болғанлар кәлгүсидә ахирқилар болиду. | |
Matt | UyCyr | 20:17 | Һәзрити Әйса Йерусалимға кетиветип, йолда он икки шагиртини бир чәткә тартип, уларға мундақ деди: | |
Matt | UyCyr | 20:18 | — Мана биз һазир Йерусалимға кетиватимиз. Инсан Оғли алий роһанийлар вә Тәврат устазлириға тапшурулиду. Улар Уни өлүм җазасиға мәһкүм қилип, | |
Matt | UyCyr | 20:19 | римлиқларға тапшуруп бериду. Римлиқлар Уни мәсқирә қилип, қамчилап, чапрас яғачқа миқлайду. Лекин У үчинчи күни қайта тирилиду. | |
Matt | UyCyr | 20:20 | Шу чағда Зәбәдийниң аяли он икки шагирт ичидики икки оғлини елип, һәзрити Әйсаниң алдиға кәлди вә Униңға тазим қилип туруп, бир тәливи барлиғини ейтти. | |
Matt | UyCyr | 20:21 | — Немә тәливиңиз бар? — дәп сориди һәзрити Әйса. Аял Униңға: — Қобул қилғайсиз, Сизниң Падишалиғиңизда бу икки оғлумдин бири оң йениңизда, бири сол йениңизда олтарсун, — деди. | |
Matt | UyCyr | 20:22 | — Силәр немә тәләп қилғанлиғиңларни билмәйватисиләр, — деди һәзрити Әйса, — Мән ичидиған азап қәдиһини ичәләмсиләр? — Ичәләймиз, — дейишти улар. | |
Matt | UyCyr | 20:23 | Һәзрити Әйса уларға: — Силәр һәқиқәтәнму Мениң азап қәдиһимгә ортақ болисиләр. Бирақ оң яки сол йенимда олтиришиңларға рухсәт қилиш Мениң ихтияримда әмәс. Атам у орунларни кимләргә тәйярлиған болса, шулар олтириду. | |
Matt | UyCyr | 20:25 | Лекин һәзрити Әйса уларни йениға чақирип, мундақ деди: — Силәргә мәлум, бу дуниядики һөкүмранлар қол астидики хәлиқ үстидин рәһимсизлик билән һакимийәт жүргүзиду. Әмирлири уларни қаттиқ қоллуқ билән башқуриду. | |
Matt | UyCyr | 20:26 | Бирақ силәрниң араңларда бундақ иш болмисун. Силәрдин ким мәртивилик болушни халиса, у қалғанларға хизмәт қилсун. | |
Matt | UyCyr | 20:28 | Инсан Оғлиму башқиларни Өзигә хизмәт қилдурғили әмәс, башқиларға хизмәт қилғили вә җенини пида қилиш төләмигә нурғун адәмләрни гунадин азат қилғили кәлди. | |
Matt | UyCyr | 20:30 | Йол бойида олтарған икки қарғу һәзрити Әйсаниң у йәрдин өтүп кетиватқинини аңлап: — Әй тәхсир, падиша Давутниң Әвлади, рәһим қилғайсиз, — дәп вақириди. | |
Matt | UyCyr | 20:31 | Көпчилик уларни әйипләп, үнини чиқармаслиғини ейтти. Лекин улар: — Я Рәббим, әй падиша Давутниң Әвлади, бизгә рәһим қилғайсиз! — дәп техиму үнлүк вақириди. | |
Matt | UyCyr | 20:32 | Һәзрити Әйса қәдимини тохтитип, уларни чақирип: — Мәндин немә тәләп қилисиләр? — дәп сориди. | |
Chapter 21
Matt | UyCyr | 21:1 | Һәзрити Әйса шагиртлири билән Йерусалимға йеқинлишип, Зәйтун теғиниң етигидики Бәйтпаҗи йезисиға кәлгинидә, | |
Matt | UyCyr | 21:2 | һәзрити Әйса икки шагиртини мундақ дәп алдин-ала әвәтти: — Силәр алдимиздики йезиға бериңлар. У йәрдә бағлақлиқ бир ешәк вә униң йенидики бир тәхәйни көрисиләр. Уларни йешип алдимға йетиләп келиңлар. | |
Matt | UyCyr | 21:3 | Бирси силәргә бир немә десә, «Рәббимизниң буларға һаҗити чүшти», дәңлар. Уму дәрһал тәливиңларға қошулиду. | |
Matt | UyCyr | 21:5 | «Йерусалим хәлқигә ейтиңлар: ‹ Мана Падишариңлар келиватиду, У кичик пеиллиқ билән бир ешәккә, Тәхәйгә минип, Силәрниң йениңларға келиватиду › ». | |
Matt | UyCyr | 21:7 | Ешәк билән тәхәйни йетиләп келип, үстилиригә чапанлирини салди вә һәзрити Әйсани үстигә миндүрди. | |
Matt | UyCyr | 21:8 | Нурғун кишиләр чапанлирини йолға паяндаз қилип салди. Бәзилири дәрәқ шахлирини кесип йолға яйди. | |
Matt | UyCyr | 21:9 | Алдида маңған вә кәйнидин әгәшкән халайиқ: «Падиша Давутниң Әвлади үчүн Худаға шүкүр! Пәрвәрдигаримизниң намида Кәлгүчигә мубарәк болсун! Әң бүйүктики Худаға шүкүрләр ейтилсун!» дәп вақиришатти. | |
Matt | UyCyr | 21:10 | Һәзрити Әйса Йерусалимға киргәндә, пүтүн шәһәр һаяҗанға кәлди. Кишиләр: — Бу кимду? — дейишәтти. | |
Matt | UyCyr | 21:11 | Халайиқ: — Бу Җәлилийә өлкисиниң Насирә шәһиридин болған Әйса пәйғәмбәр, — дәп җавап беришәтти. | |
Matt | UyCyr | 21:12 | Һәзрити Әйса мәркизий ибадәтхана һойлилириға кирип, у йәрдә елим-сетим қиливатқанларниң һәммисини һайдап чиқарди. Пул тегишидиғанларниң покәйлирини вә кәптәр сатқучиларниң орундуқлирини өрүветип, | |
Matt | UyCyr | 21:13 | уларға: — Муқәддәс Язмиларда Худаниң: «Мениң өйүм дуа-тилавәтхана дәп аталсун», дегән сөзи йезилған. Лекин силәр уни булаңчиларниң угисиға айландуруватисиләр! — деди. | |
Matt | UyCyr | 21:14 | Һәзрити Әйса ибадәтхана һойлилирида алдиға елип келингән қарғу вә токуларни сақайтти. | |
Matt | UyCyr | 21:15 | Лекин алий роһанийлар билән Тәврат устазлири Униң яратқан мөҗүзилирини вә ибадәтханида: «Падиша Давутниң Әвлади үчүн Худаға шүкүр!» дәп җар салған балиларни көрүп ғәзәпләнди. | |
Matt | UyCyr | 21:16 | Улар һәзрити Әйсадин: — Бу балиларниң немә дәватқанлиғини аңлаватамсән? — дәп сориди. — Аңлаватимән, — деди һәзрити Әйса, — силәр Муқәддәс Язмилардики: «Кичик балилар вә бовақларниң тиллиридин өзәңгә мәдһийиләр кәлтүрдүң», дегән сөзләрни зади оқумиғанму? | |
Matt | UyCyr | 21:17 | Андин һәзрити Әйса улардин айрилип, шәһәрдин чиқип Бәйтания йезисиға берип, кечини шу йәрдә өткүзди. | |
Matt | UyCyr | 21:19 | У йол бойидики бир түп әнҗир дәриғини көрүп, униң йениға барди. Дәрәқтә йопурмақтин башқа һеч нәрсә тапалмай, дәрәққә қарап: — Буниңдин кейин мәңгү мевә бәрмигәйсән! — девиди, әнҗир дәриғи шу ан қуруп кәтти. | |
Matt | UyCyr | 21:20 | Буни көргән шагиртлар һәйран болуп: — Әнҗир дәриғи қандақчә бирдинла қуруп кәтти! — дәп сориди. | |
Matt | UyCyr | 21:21 | Һәзрити Әйса уларға мундақ җавап қайтурди: — Билип қоюңларки, әгәр қилчә гуманланмай Худаға ишәнсәңлар, Мән әнҗир дәриғигә қилғанни силәрму қилалайсиләр. Һәтта бу таққа: «Қозғал, деңизға ташлан!» десәңларму, дегиниңлар иҗавәт болиду. | |
Matt | UyCyr | 21:23 | Һәзрити Әйса мәркизий ибадәтхана һойлилириға кирип, кишиләргә тәлим бериватқанда, алий роһанийлар вә хәлиқ ақсақаллири Униң алдиға келип: — Сиз қиливатқан ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливатисиз? Сизгә бу һоқуқни ким бәргән? — дәп сорашти. | |
Matt | UyCyr | 21:24 | Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Мән авал силәрдин бир соал сорай. Әгәр силәр җавап бәрсәңлар, Мәнму бу ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливатқанлиғимни ейтип беримән. | |
Matt | UyCyr | 21:25 | Йәһия пәйғәмбәргә чөмүлдүрүш һоқуқини ким бәргән? Худаму яки инсанларму? Улар өз ара муназирә қилишқа башлап: — Әгәр «Худа бәргән» десәк, У: «Ундақта, силәр немә үчүн Йәһияға ишәнмидиңлар?» дәйду. | |
Matt | UyCyr | 21:26 | Әгәр: «Инсанлар бәргән» десәк, хәлиқниң ғәзивидин қорқмисақ болмайду, чүнки улар Йәһияни пәйғәмбәр, дәп қарайду, — дейишти. | |
Matt | UyCyr | 21:27 | Буниң билән улар һәзрити Әйсаға: — Билмәймиз, — дәп җавап беришти. — Ундақта, Мәнму бу ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливатқанлиғимни ейтмаймән, — деди һәзрити Әйса уларға. | |
Matt | UyCyr | 21:28 | Һәзрити Әйса сөзини давамлаштуруп: — Силәр бу ишқа қандақ қарайсиләр? Бир адәмниң икки оғли бар екән. У чоң оғлиға: «Оғлум, бүгүн үзүмзарлиққа берип ишлигин», дәпту. | |
Matt | UyCyr | 21:30 | У адәм иккинчи оғлиғиму шундақ дәпту. У: «Хоп, дада, барай», дәптую, лекин бармапту. | |
Matt | UyCyr | 21:31 | Бу иккисиниң қайсиси атисиниң буйруғини орунлиған болиду? — Чоң оғли, — дәп җавап бәрди улар. Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Билип қоюңларки, инсапсиз баҗгирлар билән паһишиләр Худаниң Падишалиғиға силәрдин бурун кириду. | |
Matt | UyCyr | 21:32 | Чүнки гәрчә Йәһия пәйғәмбәр силәргә һәққанийәт йолини көрсәткили кәлгән болсиму, силәр униңға ишәнмидиңлар; лекин баҗгирлар билән паһишиләр Униңға ишәнди. Силәр буни көрүп туруп, гунайиңларға товва қилип, Униңға ишәнмидиңлар. | |
Matt | UyCyr | 21:33 | — Йәнә бир тәмсил аңлаңлар: Бир йәр егиси бир үзүмзарлиқ бәрпа қилип, әтрапини қоршапту. Үзүм шарави ишләш үчүн үзүмзарлиққа бир көлчәк қаздурупту вә бир күзәтхана яситипту. Кейин үзүмзарлиқни иҗаригә берип, өзи жирақ бир йәргә кетипту. | |
Matt | UyCyr | 21:34 | Үзүм үзүш вақти кәлгәндә өзигә тегишлик һосулни әкелиш үчүн, қуллирини иҗарикәшләрниң йениға әвәтипту. | |
Matt | UyCyr | 21:35 | Лекин иҗарикәшләр қулларни тутувелип, бирини думбалапту, бирини өлтүрүветипту, йәнә бирини чалма-кесәк қипту. | |
Matt | UyCyr | 21:36 | Йәр егиси бу қетим алдинқидинму көп қуллирини әвәтипту, бирақ иҗарикәшләр уларғиму шундақ муамилә қипту. | |
Matt | UyCyr | 21:38 | Лекин иҗарикәшләр йәр егисиниң оғлини көрүп, өз ара: «Бу болса мирасхор; келиңлар, уни өлтүрүветип үзүмзарлиғини егиләвалайли», дейишипту. | |
Matt | UyCyr | 21:41 | Улар һәзрити Әйсаға: — Бу вәһши адәмләрни дәһшәтлик өлүмгә мәһкүм қилиду. Үзүмзарлиқни болса иҗарисини өз вақтида тапшуридиған кишиләргә иҗаригә бериду, — дәп җавап беришти. | |
Matt | UyCyr | 21:42 | Һәзрити Әйса улардин сориди: — Зәбурдики мону сөзләрни зади оқумиғанмидиңлар? «Қурулушчилар ташлавәткән Таш Қурулушниң һул Теши болуп қалди. Бу Пәрвәрдигар тәрипидиндур, Биз үчүн әҗайип бир иштур». | |
Matt | UyCyr | 21:43 | Билип қоюңларки, силәр шу сәвәптин Худаниң Падишалиғидин мәһрум қилинисиләр, Худаниң ирадиси бойичә яшайдиған кишиләр униңға егә болиду. | |
Matt | UyCyr | 21:44 | Бу «Ташқа» жиқилған киши парә-парә болуп кетиду. «Таш» кимниң үстигә чүшсә, шуни кукум-талқан қиливетиду. | |
Matt | UyCyr | 21:45 | Алий роһанийлар вә пәрисийләр һәзрити Әйсаниң ейтқан тәмсиллирини аңлап, уларни өзлиригә қаритип ейтқанлиғини чүшәнди. | |
Chapter 22
Matt | UyCyr | 22:2 | — Асманниң Падишалиғи худди бир падишаниң оғли үчүн тәйярлиған той зияпитигә охшайду. | |
Matt | UyCyr | 22:3 | Той күни падиша зияпәткә тәклип қилинған меһманларни чақириш үчүн чакарлирини әвәтипту, лекин меһманлар келишни халимапту. | |
Matt | UyCyr | 22:4 | Буниң билән падиша йәнә башқа чакарлирини әвәтип, уларға: «Меһманларға: ‹ Қараңлар, зияпәт тәйяр болди. Өкүз вә семиз маллар союлди, һәммә нәрсә тәйяр, зияпәткә мәрһәмәт! › дәңлар», дәп тапилапту. | |
Matt | UyCyr | 22:5 | Бирақ меһманлар уларниң сөзлирини етиварға алмай, бири етизиға кәтсә, йәнә бири тиҗаритигә кетипту. | |
Matt | UyCyr | 22:7 | Ғәзәпкә кәлгән падиша ләшкәрлирини чиқирип, у қатилларни йоқитип, уларниң шәһиригә от қоюветипту. | |
Matt | UyCyr | 22:9 | Әнди силәр йол қийилишлириға берип, учратқанла адәмләрниң һәммисини тойға тәклип қилиңлар», дәпту. | |
Matt | UyCyr | 22:10 | Буниң билән чакарлар йол қийилишлириға чиқип, яхши боламду, яман боламду, учратқанла адәмләрниң һәммисини жиғипту. Той болған орун меһманлар билән толупту. | |
Matt | UyCyr | 22:11 | Падиша меһманлар билән көрүшкили кәлгәндә, у йәрдә той кийимини киймигән бир кишини көрүпту. | |
Matt | UyCyr | 22:12 | Падиша униңдин: «Бурадәр, той кийимини киймәй, бу йәргә қандақ кирдиң?» дәп сорапту, бирақ у киши һеч қандақ җавап берәлмәпту. | |
Matt | UyCyr | 22:13 | Падиша чакарлириға: «Униң пут-қоллирини бағлап, ташқириға, қараңғулуққа ачиқип ташлаңлар! У йәргә ташланғанлар һәсрәттә жиғлап, чишлирини ғучурлитиду», дәпту. | |
Matt | UyCyr | 22:15 | Буниң билән пәрисийләр у йәрдин кетип, қандақ қилип һәзрити Әйсани Өз сөзлири билән қапқанға чүшириш һәққидә мәслиһәтләшти. | |
Matt | UyCyr | 22:16 | Улар өз шагиртлирини Римдин тайинланған Һирод падишаниң тәрәпдарлири билән биллә һәзрити Әйсаниң йениға әвәтип: — Устаз, Сизниң сәмимий адәм екәнлигиңизни, кишиләргә Худаниң йолини садиқлиқ билән үгитип кәлгәнлигиңизни вә һеч кимгә үз-хәтир қилмайдиғанлиғиңизни билимиз, чүнки кишиләрниң сиртқи қияпити билән һесаплашмайсиз. | |
Matt | UyCyr | 22:17 | Қени, ейтип бәргәйсиз, Рим императориға баҗ тапшурушимиз Тәврат қанунимизға хилапму қандақ? — дейишти. | |
Matt | UyCyr | 22:18 | Уларниң яман нийитини билгән һәзрити Әйса: — Әй сахтипәзләр, немишкә Мени сөзүм арқилиқ илиндурмақчи болуватисиләр? | |
Matt | UyCyr | 22:19 | Баҗға тапшуридиған пулуңларни Маңа көрситиңларчу, — деди. Улар бир данә күмүч тәңгә әкәлди. | |
Matt | UyCyr | 22:21 | — Рим императори Қәйсәрниң, — дәп җавап бәрди улар. — Ундақ болса, Қәйсәрниң һәққини Қәйсәргә, Худаниң һәққини Худаға тапшуруңлар, — деди һәзрити Әйса уларға. | |
Matt | UyCyr | 22:23 | Шу күни өлгәнләр тирилмәйду, дәп қарайдиған садуқий диний еқимидикиләр һәзрити Әйсаниң алдиға келип: | |
Matt | UyCyr | 22:24 | — Устаз, Муса пәйғәмбәр Тәвратта: «Бир киши пәрзәнт көрмәй өлүп кәтсә, униң ака яки иниси тул қалған йәңгисини әмригә елип, қериндиши үчүн нәсил қалдуруши лазим», дәп тәлим бәргән. | |
Matt | UyCyr | 22:25 | Бурун бу йәрдә йәттә ака-ука бар еди. Чоңи өйләнгәндин кейин аләмдин өтти. Пәрзәнт көрмигәнликтин, кәйнидики иниси йәңгисини әмригә алди. | |
Matt | UyCyr | 22:26 | Бирақ уму пәрзәнт көрмәй аләмдин өтүп, аяли кәйнидики инисиға ятлиқ болди. Бу иш таки йәттинчи инисиғичә давамлашти. | |
Matt | UyCyr | 22:28 | Әнди сорайдиғинимиз шуки: Қиямәт күни бу аял йәттә ака-укидин қайсисиниң аяли болуп тирилиду? Чүнки уни һәммиси әмригә алғандә! | |
Matt | UyCyr | 22:29 | Һәзрити Әйса уларға мундақ җавап бәрди: — Силәр Муқәддәс Язмиларни вә Худаниң қудритини билмигәнлигиңлар үчүн хаталишисиләр. | |
Matt | UyCyr | 22:30 | Өлүмдин тирилгәндин кейин, инсанлар асмандики периштәләргә охшаш, хотун алмайду, әргә тәгмәйду. | |
Matt | UyCyr | 22:31 | Өлүмдин тирилиш мәсилиси һәққидә Худаниң силәргә дегән сөзини оқумидиңларму? Әҗдатлиримиз Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар аллибурун аләмдин өткән болсиму, Худа уларни тирик һесаплап, | |
Matt | UyCyr | 22:32 | «Мән Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар етиқат қилип кәлгән Худа болимән!» дәйду. Демәк, Худа өлүкләрниң әмәс, тирикләрниң Худасидур. | |
Matt | UyCyr | 22:34 | Пәрисийләр һәзрити Әйсаниң садуқийларниң ағзини тувақлиғанлиғини аңлап, бир йәргә җәм болушти. | |
Matt | UyCyr | 22:37 | Һәзрити Әйса униңға мундақ деди: — «Пәрвәрдигариң болған Худани пүтүн қәлбиң, пүтүн җениң, пүтүн зеһниң билән сөйгин». | |
Matt | UyCyr | 22:42 | — Қутқазғучи-Мәсиһ тоғрисида немә ойлаватисиләр? У кимниң Әвлади? — дәп сориди. — Давут падишаниң Әвлади, — дейишти улар. | |
Matt | UyCyr | 22:43 | Һәзрити Әйса мундақ деди: — Ундақта, немә үчүн Давут падиша Муқәддәс Роһниң илһами билән Қутқазғучи-Мәсиһни «Ғоҗайиним» дәп атайду? Давут Зәбурда мундақ дегәнғу: | |
Matt | UyCyr | 22:44 | «Пәрвәрдигар Ғоҗайинимға ейттики: ‹ Мән Сениң дүшмәнлириңни Айиғиң астида дәссәткүчә, Мениң оң йенимда олтарғин! › » | |
Matt | UyCyr | 22:45 | Қутқазғучи-Мәсиһ падиша Давутниң Әвлади болсиму, лекин падиша Давут Мәсиһни «Ғоҗайиним» дегән йәрдә Мәсиһ униңдин улуқ болмамду?! | |
Chapter 23
Matt | UyCyr | 23:2 | — Тәврат устазлири вә пәрисийләргә Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән Тәврат қануниға тәбир бериш һоқуқи берилгән. | |
Matt | UyCyr | 23:3 | Шуңа уларниң сөзлирини аңлап, дегәнлирини қилиңлар, лекин қилғанлирини қилмаңлар. Чүнки улар өзлириниң дегинигә өзлири әмәл қилмайду. | |
Matt | UyCyr | 23:4 | Улар қаттиқ диний қаидилири арқилиқ еғир жүкләрни башқиларниң зиммисигә артип қойиду. Лекин өзлири бу жүкләрни көтиришкә бармақлирини мидирлитишниму халимайду. | |
Matt | UyCyr | 23:5 | Улар һәммә ишларни башқиларға көз-көз қилиш үчүнла қилиду. Өзлирини садақәтмән көрситиш үчүн, айәт қутисиниң чоңини чигивелип, тонлириниң чучилирини узун саңгилитип қойиду. | |
Matt | UyCyr | 23:7 | Базарларда кишиләрниң өзлирини һөрмәтләп салам бериши вә «устаз» дәп атишидин һөзүрлиниду. | |
Matt | UyCyr | 23:8 | Бирақ силәр «устаз» дәп атилишқа көнмәңлар. Чүнки силәрниң ялғуз бирла Устазиңлар бар. Униң үстигә, һәммиңлар бир-бириңларға қериндаш. | |
Matt | UyCyr | 23:9 | Йәр йүзидә һеч қандақ кишини һөрмәтләп «атам» демәңлар, чүнки пәқәт бирла Атаңлар бар. У болсиму асмандики Атаңлардур. | |
Matt | UyCyr | 23:10 | Силәр «ғоҗайин» дәп атилишқиму көнмәңлар, чүнки пәқәт бирла Ғоҗайиниңлар бар. У болсиму Қутқазғучи-Мәсиһтур. | |
Matt | UyCyr | 23:13 | Һалиңларға вай, әй сахтипәз Тәврат устазлири вә пәрисийләр! Силәр Асманниң Падишалиғиниң ишигини инсанлар үчүн тақидиңлар! Йә өзәңлар киришни ойлимидиңлар, йә киришни истигәнләрниң киришигә йол қоймидиңлар. { | |
Matt | UyCyr | 23:14 | Һалиңларға вай, әй сахтипәз Тәврат устазлири вә пәрисийләр! Силәр тул аяллардин пайда елип, уларниң мал-мүлкини йәйсиләр. Андин башқилар көрсун дәп, узундин-узун дуа қилисиләр. Шуңа техиму еғир җазаға тартилисиләр.} | |
Matt | UyCyr | 23:15 | Һалиңларға вай, әй сахтипәз Тәврат устазлири вә пәрисийләр! Силәр бирәр адәмни диний еқимиңларға киргүзүш үчүн, йәр-җаһанни айлинип чиқисиләр. Бирақ у киши еқимиңларға киргәндин кейин, силәр уни дозаққа киришкә өзәңларға қариғанда һәссиләп лайиқ қилип йетиштүрүп чиқисиләр. | |
Matt | UyCyr | 23:16 | Һалиңларға вай, әй қарғу йолбашчилар! Силәр: «Ибадәтханини тилға елип қәсәм қилғанлар қәсимигә әмәл қилмисиму болиду, бирақ ибадәтханидики алтунни тилға елип қәсәм қилғанлар қәсимидә туруши керәк», дәйсиләр. | |
Matt | UyCyr | 23:18 | Силәр йәнә: «Қурванлиқ суписини тилға елип қәсәм қилғанлар қәсимигә әмәл қилмисиму болиду, бирақ қурванлиқ суписидики қурванлиқларни тилға елип қәсәм қилғанлар қәсимидә туруши керәк», дәйсиләр. | |
Matt | UyCyr | 23:20 | Шуниң үчүн қурванлиқ суписини тилға елип қәсәм қилғучи һәм қурванлиқ суписини һәм униңдики қурванлиқни тилға елип қәсәм қилған болиду. | |
Matt | UyCyr | 23:21 | Ибадәтханини тилға елип қәсәм қилғучиму һәм ибадәтханини, һәм ибадәтханида болғучи Худани тилға елип қәсәм қилған болиду. | |
Matt | UyCyr | 23:22 | Асманни тилға елип қәсәм қилғучи Худаниң тәхти вә тәхттә олтарған Худани тилға елип қәсәм қилған болиду. | |
Matt | UyCyr | 23:23 | Һалиңларға вай, әй сахтипәз Тәврат устазлири вә пәрисийләр! Силәр һәтта ялпуз, арпибәдиян вә зирәләрниң ондин бир үлүшини Худаға атайсиләрю, бирақ Тәврат қануниниң техиму муһим тәрәплири болған һәққанийлиқ, рәһимдиллик вә садиқлиққа сәл қарайсиләр. Алди билән бу ишларни орунлишиңлар керәк. Башқа ишларға кәлсәк, уларғиму сәл қарашқа болмайду. | |
Matt | UyCyr | 23:24 | Әй қарғу йолбашчилар! Силәр чинәңләргә чүшкән кичиккинә пашиниму сүзүп еливетисиләр, лекин бирәр төгини пүтүн пети жүтиветисиләр! | |
Matt | UyCyr | 23:25 | Һалиңларға вай, әй сахтипәз Тәврат устазлири вә пәрисийләр! Силәр тешила пакиз жуюлған чинә-қачиларға охшайсиләр. Қоллириңларни яхши жуйисиләр, бирақ ичиңлар ачкөзлүк вә шәхсийәтчилик билән толған. | |
Matt | UyCyr | 23:26 | Әй қарғу пәрисийләр! Авал чинә-қачиниң ичини паклаңлар, шундақта тешиму пак болиду. | |
Matt | UyCyr | 23:27 | Һалиңларға вай, әй сахтипәз Тәврат устазлири вә пәрисийләр! Силәр ақартип қоюлған, сиртқи көрүнүши чирайлиқ, лекин ичи өлүк устихан вә һәр хил чириған нәрсиләргә толған қәбирләргә охшайсиләр. | |
Matt | UyCyr | 23:28 | Тешиңлардин кишиләргә дурус адәмләрдәк көрүнисиләр, лекин ичиңлар сахтипәзлик вә яманлиқ билән толған. | |
Matt | UyCyr | 23:29 | Һалиңларға вай, әй сахтипәз Тәврат устазлири вә пәрисийләр! Пәйғәмбәрләрниң қәбирлирини ясидиңлар, адилларниң хатирә ташлирини безидиңлар. | |
Matt | UyCyr | 23:30 | «Әҗдатлиримизниң заманида яшиған болсақ едуқ, уларниң пәйғәмбәрләрниң җениға замин болған қилмишлириға шерик болматтуқ», дәйсиләр. | |
Matt | UyCyr | 23:31 | Демәк, «Әҗдатлиримиз» дегән сөзүңлар билән пәйғәмбәрләрни өлтүргәнләрниң нәврилири екәнлигиңларға өзәңлар гувалиқ бәрдиңлар. | |
Matt | UyCyr | 23:34 | Мана шуниң үчүн силәргә пәйғәмбәрләр, данишмәнләр вә диний өлималарни әвәтип туримән. Силәр уларниң бәзилирини өлтүрисиләр, чапрас яғачқа миқлайсиләр, бәзилирини ибадәтханилириңларда қамчилитисиләр, шәһәрдин шәһәргә қоғлайсиләр. | |
Matt | UyCyr | 23:35 | Шундақ қилип, бегуна Һабилниң өлтүрүлүшидин тартип таки Бәрәкяниң оғли роһаний Зәкәрияниң мәркизий ибадәтханидики муқәддәс җай билән қурванлиқ суписиниң арилиғида өлтүрүлүшигичә болған һәммә бегуналарниң йәр йүзидә еқитилған қан қәризлиригә җавап берисиләр. | |
Matt | UyCyr | 23:36 | Билип қоюңларки, шу қилмишларниң җазасиниң һәммиси мошу заманниң адәмлириниң бойниға чүшиду. | |
Matt | UyCyr | 23:37 | — Әй йерусалимлиқлар! Пәйғәмбәрләр вә Худа әвәткән әлчиләрни чалма-кесәк қилип өлтүргән йерусалимлиқлар! Гоя мекиян өз җүҗилирини қанат астиға алғандәк, Мәнму силәрни қанчә қетим Өз қойнумға алмақчи болдум, лекин силәр унимидиңлар. | |
Chapter 24
Matt | UyCyr | 24:1 | Һәзрити Әйса мәркизий ибадәтханидин чиқип, қайтиш алдида турғинида, шагиртлири Униң диққитини ибадәтхана беналириға тартмақчи болуп, Униң йениға келишти. | |
Matt | UyCyr | 24:2 | Һәзрити Әйса уларға: — Мана буларни көрүватамсиләр? Билип қоюңларки, бу йәрдики һәммә нәрсә гумран қилиниду, һәтта бир тал һул тешиму җайида қалдурулмайду, — деди. | |
Matt | UyCyr | 24:3 | Һәзрити Әйса Зәйтун теғида олтарғанда, шагиртлири астағина Униң йениға келип: — Бизгә ейтиңчу, бу дегәнлириңиз қачан йүз бериду? Сизниң вә заман ахириниң келишини билдүридиған қандақ бешарәтләр болиду? — дәп сорашти. | |
Matt | UyCyr | 24:4 | Һәзрити Әйса уларға мундақ җавап қайтурди: — Башқиларниң аздурушидин һошияр болуңлар. | |
Matt | UyCyr | 24:5 | Чүнки нурғун кишиләр Мениң намимни ишлитип: «Қутқазғучи-Мәсиһ мән болимән», дәвелип, көп адәмләрни аздуриду. | |
Matt | UyCyr | 24:6 | Силәр уруш хәвәрлири вә уруш параңлирини аңлайсиләр, булардин алақзадә болуп кәтмәңлар, чүнки бу ишларниң йүз бериши муқәррәр. Лекин бу заман ахири йетип кәлди, дегәнлик әмәс. | |
Matt | UyCyr | 24:7 | Бир милләт йәнә бир милләт билән уруш қилиду. Бир дөләт йәнә бир дөләткә һуҗум қилиду. Нурғун җайларда ачарчилиқ вә йәр тәврәшләр йүз бериду. | |
Matt | UyCyr | 24:9 | У чағда кишиләр силәрни тутуп, азап-оқубәткә селип өлтүриду, Маңа ишәнгәнлигиңлар үчүн пүткүл милләтләр силәрдин нәпрәтлиниду. | |
Matt | UyCyr | 24:10 | У чағда нурғун кишиләр ишәнчидин таниду, бир-бирини тутуп бериду вә бир-биригә өчмәнлик қилиду. | |
Matt | UyCyr | 24:14 | Худаниң Падишалиғи һәққидики бу Хуш Хәвәрниң барлиқ милләтләргә аңлитилиши үчүн, у пүтүн дунияға тарқитилиду, андин заман ахири келиду. | |
Matt | UyCyr | 24:15 | — Даниял пәйғәмбәр ейтқан «Жиркиничлик вәйран қилғучиниң» муқәддәс җайда турғинини көргиниңларда, (китапханлар бу сөзниң мәнасини чүшәнсун) | |
Matt | UyCyr | 24:19 | У күнләрдә қечиши әпсиз болған һамилдар аяллар вә бала емитидиған аниларниң һалиға вай! | |
Matt | UyCyr | 24:21 | Чүнки у күнләрдики балаю-апәтләр дуния яритилғандин бу ян көрүлүп бақмиған, кәлгүсидиму көрүлмәйду. | |
Matt | UyCyr | 24:22 | У күнләр азайтилмисиди, һеч ким қутулалматти. Лекин Худаниң Өзи таллиғанлири үчүн, у күнләр азайтилиду. | |
Matt | UyCyr | 24:23 | Әгәр у чағда бири силәргә: «Қараңлар, Қутқазғучи-Мәсиһ бу йәрдә!» яки «Мәсиһ әйнә у йәрдә!» десә, ишәнмәңлар. | |
Matt | UyCyr | 24:24 | Чүнки сахта мәсиһләр, сахта пәйғәмбәрләр мәйданға келиду. Әгәр мүмкин болсиди, улар һәтта Худа таллиғанларниму чоң мөҗүзиләр вә карамәтләр билән аздурған болатти. | |
Matt | UyCyr | 24:26 | Шуниң үчүн бири силәргә: «Қараңлар, Мәсиһ чөл-баяванда!» десә, у йәргә берип жүрмәңлар. «Қараңлар, өйниң ичидә!» десә, ишәнмәңлар. | |
Matt | UyCyr | 24:28 | Қузғунларниң топлиниши җәсәтниң шу йәрдә екәнлигини көрсәткәндәк, бу аламәтләр Мән тилға алған ишларниң йүз беришиниң муқәррәр екәнлигини көрситиду. | |
Matt | UyCyr | 24:29 | — У балаю-апәтлик күнләр өтүп кәткән һаман, «Қуяш қарийип, Ай йоруқлуқ бәрмәс, Юлтузлар асмандин төкүлүп, Асман җисимлири тәвринәр». | |
Matt | UyCyr | 24:30 | У чағда асманда Инсан Оғлиниң кәлгәнлигиниң аламәтлири көрүниду, йәр йүзидики пүткүл хәлиқләр жиға-зар қилишиду. Улар Инсан Оғлиниң күч-қудрәт вә улуқ шан-шәрәп билән көктики булутлар үстидә келиватқанлиғини көриду. | |
Matt | UyCyr | 24:31 | У периштәлирини җараңлиқ бир канай садаси билән әвәтип, улар арқилиқ Өзи таллиған кишиләрни асманниң бир четидин йәнә бир четигичә, дунияниң төрт булуңидин жиғип бир йәргә җәм қилиду. | |
Matt | UyCyr | 24:32 | — Әнҗир дәриғидин савақ елиңлар. Униң шахлири көкирип йеңи йопурмақ чиқарғанда, язниң келишигә аз қалғанлиғини билисиләр. | |
Matt | UyCyr | 24:33 | Худди шуниңдәк, Мән бая дегән аламәтләрни көргиниңларда, Худаниң Падишалиғиниң ишик алдида, йәни намайән болуш алдида туруватқанлиғини билиңлар. | |
Matt | UyCyr | 24:34 | Шуни билип қоюңларки, мана бу аламәтләрниң һәммиси әмәлгә ашурулмай туруп, бу әвлат кишиләр аләмдин өтмәйду. | |
Matt | UyCyr | 24:36 | — Бу ишларниң йүз беридиған вақит-саатиға кәлсәк, буни Атамдин башқа һеч ким билмәйду. Нә асмандики периштәлири, нә Оғли билмәйду. | |
Matt | UyCyr | 24:37 | Нуһ пәйғәмбәрниң заманида қандақ болған болса, Инсан Оғли қайтип кәлгәндиму шундақ болиду. | |
Matt | UyCyr | 24:38 | Нуһ топан келиштин илгири кемигә олтарған күнгичә, шу заманниң кишилири һөзүрлинип йәп-ичип, өйлүк-очақлиқ болуп кәлгән еди. | |
Matt | UyCyr | 24:39 | Туюқсиз кәлгән топан кемигә чүшмигәнләрниң һәммисини ғәриқ қилғичә, кишиләр бу ишниң өз бешиға келишидин хәвәрсиз болғанға охшаш, Инсан Оғлиниң қайтип келишиму шундақ болиду. | |
Matt | UyCyr | 24:40 | У күни етизда ишләватқан икки кишидин бири қалдурулуп, йәнә бири асманға елип кетилиду. | |
Matt | UyCyr | 24:41 | Түгмән теши билән ун тартиватқан икки аялниң бири қалдурулуп, йәнә бири асманға елип кетилиду. | |
Matt | UyCyr | 24:43 | Лекин шуни билиңларки, әгәр өй егиси оғриниң кечиси қачан келидиғанлиғини билсә, қарап туруп, оғриниң өйгә бузуп киришигә һәргиз йол қоймайду, әлвәттә. | |
Matt | UyCyr | 24:44 | Шуниңға охшаш, силәрму һәр дайим тәйяр туруңлар. Чүнки Инсан Оғли силәр ойлимиған чағда қайтип келиду! | |
Matt | UyCyr | 24:45 | — Ким ишәнчлик вә зерәк чакар болса, ғоҗайин уни башқа чакарлири үстидин күзитип, ғоҗайинниң озуқ-түлигини уларға вақти-вақтида тәхсим қилип беришкә қойиду. | |
Matt | UyCyr | 24:46 | Ғоҗайин сәпиридин қайтип келип, чакириниң шунчилик садақәт билән хизмәт қиливатқинини көрсә, бу чакарниң бәхти. | |
Matt | UyCyr | 24:48 | Лекин әгәр чакар көңлигә яман ғәрәз пүкүп: «Ғоҗайиним кечикип қайтип келидиғу», дәп | |
Chapter 25
Matt | UyCyr | 25:1 | — У вақитта Асманниң Падишалиғи худди қоллириға чирақ елип тойи болған жигитниң алдиға чиққан он қиз қолдашқа охшайду. | |
Matt | UyCyr | 25:8 | Әқилсиз қизлар әқиллиқларға: «Чирақлиримиз өчүп қалай деди, йеғиңлардин бериңларчу», дәпту. | |
Matt | UyCyr | 25:9 | Әқиллиқ қизлар: «Яқ! Бизгиму һәм силәргиму йәтмәслиги мүмкин. Әң яхшиси, дуканға берип яғ сетивелиңлар!» дәпту. | |
Matt | UyCyr | 25:10 | Лекин улар яғ сетивалғили кетиватқанда, жигит келип қапту, тәйярлиғи бар қизлар униң билән бирликтә той зияпитигә кирипту. Ишик тақилипту. | |
Matt | UyCyr | 25:13 | Һәзрити Әйса йәнә мундақ деди: — Шуниң үчүн сәгәк болуңлар, чүнки Инсан Оғли қайтип келидиған вақит-саатни билмәйсиләр. | |
Matt | UyCyr | 25:14 | — Асманниң Падишалиғи сәпәргә чиқмақчи болған адәмгә охшайду. У чакарлирини чақирип байлиғини уларға тапшурупту. | |
Matt | UyCyr | 25:15 | У адәм һәр бир чакарниң оқәт қилиш қабилийитигә қарап, биригә бәш миң, биригә икки миң, биригә миң күмүч тәңгә берип, йолға чиқипту. | |
Matt | UyCyr | 25:18 | Миң тәңгә алғини болса берип йәрни колап, ғоҗайини униңға тапшурған пулни көмүп сақлап қоюпту. | |
Matt | UyCyr | 25:19 | Узун вақит өткәндин кейин, бу чакарларниң ғоҗайини қайтип келип, улар билән һесаплишишқа башлапту. | |
Matt | UyCyr | 25:20 | Бәш миң тәңгә алған чакар йәнә бәш миң тәңгә қошуп елип келип: «Ғоҗайин, сиз маңа бәш миң тәңгә тапшурған едиңиз. Қараң, йәнә бәш миң тәңгә пайда алдим», дәпту. | |
Matt | UyCyr | 25:21 | Ғоҗайин униңға: «Наһайити яхши! Сән яхши вә ишәнчлик чакар екәнсән! Мән саңа һавалә қилған кичик ишта ишәнчлик болуп чиққанлиғиң үчүн, сени чоң ишларға қойимән. Кәл, ғоҗайиниңниң хошаллиғиға җор бол!» дәпту. | |
Matt | UyCyr | 25:22 | Икки миң тәңгә алған чакарму келип: «Ғоҗайин, сиз маңа икки миң тәңгә тапшурған едиңиз. Қараң, йәнә икки миң тәңгә пайда алдим», дәпту. | |
Matt | UyCyr | 25:23 | Ғоҗайин униңға: «Наһайити яхши! Сән яхши вә ишәнчлик чакар екәнсән! Мән саңа һавалә қилған кичик ишта ишәнчлик болуп чиққанлиғиң үчүн, мән сени чоң ишларға қойимән. Кәл, ғоҗайиниңниң хошаллиғиға җор бол!» дәпту. | |
Matt | UyCyr | 25:24 | Андин миң тәңгә алған чакар келип: «Ғоҗайин, сизниң қаттиқ адәм екәнлигиңизни биләттим, чүнки өзиңиз теримисиңизму, униң һосулини күтисиз; уруқ салмисиңизму, хаман алисиз. | |
Matt | UyCyr | 25:25 | Шуңа қорқуп, сиз бәргән тәңгини йәргә көмүп сақлап қойған едим. Мана пулиңиз», дәпту. | |
Matt | UyCyr | 25:26 | Ғоҗайин униңға: «Әй, яман вә һорун чакар! Сән мени теримиған йәрдин орувалидиған, уруқ салмиған йәрдин хаман алидиған адәм, дәп туруп, | |
Matt | UyCyr | 25:27 | немишкә пулумни пайдикәшләргә аманәт қоймидиң. Шундақ қилсаң, мән қайтип кәлгәндә пулумни өсүми билән алмамдим? | |
Matt | UyCyr | 25:29 | Чүнки берилгәнни толуқ ишләткәнләргә техиму көп берилидудә, буниң билән улардики техиму көпийиду. Лекин берилгәнни ишләтмигәнләргә кәлсәк, уларниң бариму елип кетилиду. | |
Matt | UyCyr | 25:30 | Бу ярамсиз чакарни сиртқа, қараңғулуққа қоғлаветиңлар, у йәрдә һәсрәттә жиғлап, чишлирини ғучурлатсун», дәпту. | |
Matt | UyCyr | 25:31 | — Инсан Оғли өз шан-шәриви ичидә пүтүн периштәлири билән биллә кәлгинидә, Падиша болуп шәрәп тәхтидә олтириду. | |
Matt | UyCyr | 25:32 | Пүткүл хәлиқләр Униң алдида топлиниду. У уларни қойларни оң йениға, өшкиләрни сол йениға айриған қойчидәк айрийду. | |
Matt | UyCyr | 25:33 | Пүткүл хәлиқләр Униң алдида топлиниду. У уларни қойларни оң йениға, өшкиләрни сол йениға айриған қойчидәк айрийду. | |
Matt | UyCyr | 25:34 | У оң йенидики кишиләргә: «Әй Атам тәрипидин бәхитлик қилинғанлар, келиңлар! Дуния яритилғандин бери силәр үчүн тәйярланған мирас — Худаниң Падишалиғиға егә болуңлар! | |
Matt | UyCyr | 25:35 | Чүнки ач қалғинимда силәр Маңа йемәклик бәрдиңлар, уссиз қалғинимда уссилиқ бәрдиңлар, мусапир болуп жүргинимдә өз қойнуңларға алдиңлар, | |
Matt | UyCyr | 25:36 | ялиңач қалғинимда кийиндүрдүңлар, кесәл болуп қалғинимда келип һалимдин хәвәр алдиңлар, зинданда ятқинимда йоқлап турдуңлар», дәйду. | |
Matt | UyCyr | 25:37 | У чағда һәққаний адәмләр Униңға: «Әй Рәббим, биз Сизни қачан ач көрүп тойдурдуқ яки уссиз көрүп су бәрдуқ? | |
Matt | UyCyr | 25:40 | Бирақ падиша уларға: «Билип қоюңларки, әң әрзимәс қериндашлиримдин болған буларниң бирәрсигә қилғиниңлар дәл Маңа қилғиниңлар болуп һесаплиниду», дәп җавап бериду. | |
Matt | UyCyr | 25:41 | Андин сол йенидикиләргә: «Әй ләнәткә учриғанлар, көзүмдин йоқилиңлар! Шәйтан билән униң ғалҗирлириға һазирланған мәңгү өчмәс дозақ отиға кириңлар! | |
Matt | UyCyr | 25:43 | мусапир болуп жүргинимдә өз қойнуңларға алмидиңлар, ялиңач қалғинимда кийиндүрмидиңлар, кесәл болғинимда вә зинданда ятқинимда йоқлимидиңлар», дәйду. | |
Matt | UyCyr | 25:44 | У чағда улар: «Әй Рәббим, Сизни қачан ач, уссиз, мусапир, ялиңач, кесәл яки зинданда көрүп туруп хизмитиңиздә болмидуқ?» дәйду. | |
Matt | UyCyr | 25:45 | Бирақ Падиша уларға: «Билип қоюңларки, әң әрзимәс қериндашлиримдин болған буларниң бирәрсигә қилмиғанни Маңиму қилмиған болдуңлар», дәп җавап қайтуриду. | |
Chapter 26
Matt | UyCyr | 26:2 | икки күндин кейин болидиған «Өтүп кетиш» һейтида Инсан Оғли чапрас яғачқа миқлиниш үчүн тутуп берилиду, — деди. | |
Matt | UyCyr | 26:3 | Алий роһанийлар вә хәлиқ ақсақаллири Қаяпа исимлиқ баш роһанийниң сарийида җәм болушти. | |
Matt | UyCyr | 26:5 | Бирақ улар: — Бу ишни һейт-айәм күнлири қилмайли. Болмиса хәлиқ арисида қалаймиқанчилиқ чиқиши мүмкин, — дейишти. | |
Matt | UyCyr | 26:6 | Һәзрити Әйса Бәйтания йезисида илгири мохо кесилигә гириптар болған Симунниң өйидә болғанда, | |
Matt | UyCyr | 26:7 | униң йениға бир аял кирди. У аял ақ қаштешидин ясалған бир қутида наһайити қиммәтлик әтир елип кәлгән еди. Һәзрити Әйса дәстиханда олтарғанда, у аял әтирни Униң бешиға қуйди. | |
Matt | UyCyr | 26:10 | Шагиртларниң нарази болғанлиғини билгән һәзрити Әйса уларға: — Бу аялни хиҗил қилип немә қилисиләр? У Мән үчүн яхши иш қилди. | |
Matt | UyCyr | 26:13 | Билип қоюңларки, бу Хуш Хәвәр дунияниң қәйиридә йәткүзүлсә, бу аял әслинип, униң қилған иши тилға елиниду, — деди. | |
Matt | UyCyr | 26:14 | Шу вақитта һәзрити Әйсаниң он икки шагиртидин Йәһуда Ишқарийот исимлиқ бири алий роһанийларниң алдиға берип: | |
Matt | UyCyr | 26:15 | — Әйсани тутуп бәрсәм, маңа немә берисиләр? — деди. Улар униңға оттуз күмүч тәңгә бәрди. | |
Matt | UyCyr | 26:17 | «Петир нан» һейтиниң биринчи күни шагиртлар һәзрити Әйсаниң йениға келишип: — «Өтүп кетиш» һейтиниң тамиғини қәйәрдә тәйярлишимизни халайсиз? — дәп сориди. | |
Matt | UyCyr | 26:18 | Һәзрити Әйса уларға: — Йерусалимға кирип паланчиниң өйигә берип, униңға: «Устазимиз: Вақит-саатим йеқинлап қалди, «Өтүп кетиш» һейтини шагиртлирим билән бирликтә силәрниң өйдә өткүзәй, дәйду», дәп ейтиңлар, — деди. | |
Matt | UyCyr | 26:19 | Шагиртлар һәзрити Әйсаниң буйруғиға бенаән «Өтүп кетиш» һейтиниң тамиғини шу йәрдә тәйярлашқа киришти. | |
Matt | UyCyr | 26:22 | Бу сөз уларни интайин қайғуға салди. Улар бир-бирләп: — Я Рәббим, мән әмәстимән? — дәп сорашқа башлиди. | |
Matt | UyCyr | 26:24 | Инсан Оғли Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк аләмдин өтиду. Лекин Униңға сатқунлуқ қилидиған кишиниң һалиға вай! У адәм туғулмиған болсичу кашки! — деди һәзрити Әйса. | |
Matt | UyCyr | 26:25 | Униңға сатқунлуқ қилмақчи болған Йәһуда: — Устаз, мән әмәстимән? — дәп сориди. Һәзрити Әйса униңға: — Дәл сән, — деди. | |
Matt | UyCyr | 26:26 | Улар тамақ йейишиватқанда, һәзрити Әйса бир нанни қолиға елип, Худаға шүкүр ейтқандин кейин, уни уштуп, шагиртлириға бөлүп бәрди вә: — Елиңлар, йәңлар, бу Мениң теним, — деди. | |
Matt | UyCyr | 26:27 | Андин қолиға бир җам елип, Худаға шүкүр ейтқандин кейин, уни шагиртлириға сунуп: — Һәммиңлар буниңдин ичиңлар. | |
Matt | UyCyr | 26:28 | Бу Мениң нурғун адәмләрниң гуналириниң кәчүрүм қилиниши үчүн төкүлүп, Худаниң келишимини түзидиған қенимдур. | |
Matt | UyCyr | 26:29 | Шуни билип қоюңларки, Худа Атамниң Падишалиғида силәр билән бирликтә йеңичә шараптин ичмигичә, бундақ шарапни һәргиз ичмәймән, — деди. | |
Matt | UyCyr | 26:31 | Бу чағда һәзрити Әйса шагиртлириға: — Бүгүн кечә һәммиңлар Мениң бешимға келидиған ишлар сәвәвидин Мени ташлап кетисиләр, чүнки Муқәддәс Язмиларда Худа: «Қойчини уруп өлтүримән, Падидики қойлири терә-перәң болуп кетиду», дегән. | |
Matt | UyCyr | 26:33 | Петрус Униңға: — Һәммиси Сизни ташлап кәтсиму, мән һәргиз ташлап кәтмәймән, — деди. | |
Matt | UyCyr | 26:34 | — Билип қойғинки, бүгүн кечә ғораз чиллаштин бурун, сән Мәндин үч қетим танисән, — деди һәзрити Әйса. | |
Matt | UyCyr | 26:35 | Бирақ Петрус: — Сиз билән биллә өлүшкә тоғра кәлсиму, Сиздин танмаймән, — деди. Қалған шагиртларму шундақ дейишти. | |
Matt | UyCyr | 26:36 | Кейин һәзрити Әйса шагиртлири билән биллә Гетсиманә дегән бир йәргә кәлди. У шагиртлириға: «Мән у яққа берип дуа-тилавәт қилип кәлгичә, мошу җайда олтирип туруңлар», дәп | |
Matt | UyCyr | 26:37 | Петрусни, шундақла Зәбәдийниң икки оғли Яқуп вә Юһаннани биргә елип маңди. Бу вақитта һәзрити Әйсани ғәм бесип, көңли қаттиқ беарам болушқа башлиди. | |
Matt | UyCyr | 26:38 | У уларға: — Җеним чиқип кетидиғандәк ғәм-қайғуға патти. Силәр бу йәрдә қелип, Мән билән бирликтә һошияр туруңлар, — деди | |
Matt | UyCyr | 26:39 | вә сәл нерирақ берип, йәргә баш қоюп дуа қилип: — Әй Ата, мүмкин болса бу азап қәдиһини Мәндин жирақлаштурғайсән. Лекин бу иш Мениң әмәс, бәлки Сениң ирадәң бойичә болсун, — деди. | |
Matt | UyCyr | 26:40 | У шагиртлириниң йениға қайтип кәлгинидә, уларниң үгдәп қалғанлиғини көрүп, Петрусқа: — Мән билән биллә бирәр саатму һошияр туралмидиңларму?! | |
Matt | UyCyr | 26:41 | Езиқтурулуштин сақлиниш үчүн, сәгәк туруп дуа қилиңлар, ирадә халайду, лекин тән аҗиздур, — деди. | |
Matt | UyCyr | 26:42 | Һәзрити Әйса иккинчи қетим берип, йәнә дуа қилип: — Әй Ата, әгәр Мән бу азап қәдиһини ичмигичә бу қәдәһ Мәндин жирақлаштурулмиса, ундақта Сениң ирадәң бойичә болсун, — деди. | |
Matt | UyCyr | 26:43 | У шагиртлириниң йениға қайтип кәлгинидә, уларниң йәнә үгдәп қалғанлиғини көрди. Чүнки улар көзлирини ачалмай қалған еди. | |
Matt | UyCyr | 26:44 | Шуниң билән һәзрити Әйса уларни ташлап үчинчи қетим берип, йәнә шу сөзләр билән дуа қилди. | |
Matt | UyCyr | 26:45 | Кейин шагиртларниң йениға келип: — Силәр техичә дәм елип ухлаватамсиләр? Инсан Оғлиниң гунакарларниң қолиға тапшурулидиған вақит-саати йетип кәлди. | |
Matt | UyCyr | 26:47 | Һәзрити Әйсаниң сөзи аяқлашмастинла, он икки шагиртиниң бири болған Йәһуда кәлди. Униң йенида алий роһанийлар вә хәлиқ ақсақаллири тәрипидин әвәтилгән, қилич-тоқмақлар билән қуралланған зор бир топ адәм бар еди. | |
Matt | UyCyr | 26:48 | Һәзрити Әйсаға сатқунлуқ қилған Йәһуда уларға аллибурун: «Мән Кимни сөйсәм, һәзрити Әйса Шу. Силәр Уни тутуңлар», дегән вә сөйүш арқилиқ бәлгү бәрмәкчи болған еди. | |
Matt | UyCyr | 26:50 | Һәзрити Әйса униңға: — Бурадәр, қилидиғиниңни қил, — деди. Буниң билән һелиқи адәмләр йопурулуп келип, һәзрити Әйсаға қол селип, Уни тутқун қилди. | |
Matt | UyCyr | 26:51 | Һәзрити Әйсаниң йенидикиләрдин бири дәрһал қиличини суғуруп, баш роһанийниң чакириға урди. Қилич чакарниң қулиғиға тегип, уни шилип чүширивәтти. | |
Matt | UyCyr | 26:52 | Һәзрити Әйса униңға: — Қиличиңни қиниға сал, қилич көтәргәнләр қилич астида һалак болиду. | |
Matt | UyCyr | 26:53 | Яки Мени Худа Атамдин ярдәм алалмайду, дәп ойлап қалдиңму?! Халисам, У Маңа шу ан он икки түмәндин артуқ периштә әвәтиду. | |
Matt | UyCyr | 26:54 | Бирақ, әгәр Мән ундақ қилсам, Муқәддәс Язмилардики чоқум мошундақ болуши керәклиги тоғрисидики сөзләр қандақ әмәлгә ашсун? — деди. | |
Matt | UyCyr | 26:55 | Андин һәзрити Әйса у адәмләргә қарап мундақ деди: — Силәр қилич-тоқмақларни көтирип Мени тутқили кәпсиләр, Мени қарақчи көрүватамсиләр? Һәр күни мәркизий ибадәтхана һойлилирида олтирип тәлим берәттим. У чағда тутмидиңлар. | |
Matt | UyCyr | 26:56 | Амма бу ишларниң йүз бериши пәйғәмбәрләрниң Муқәддәс Язмиларда алдин-ала ейтқанлириниң әмәлгә ашурулуши болди. Бу чағда шагиртлириниң һәммиси Уни ташлап қечип кетишти. | |
Matt | UyCyr | 26:57 | Һәзрити Әйсани тутқун қилғанлар Уни баш роһаний Қаяпаниң алдиға елип беришти. Тәврат устазлири билән хәлиқ ақсақаллириму у йәрдә җәм болушқан еди. | |
Matt | UyCyr | 26:58 | Петрус һәзрити Әйсаға таки баш роһанийниң һойлисиғичә жирақтин әгишип барди вә ишниң нәтиҗисини көрүш үчүн ичкиригә кирип, қаравулларниң йенида олтарди. | |
Matt | UyCyr | 26:59 | Алий роһанийлар вә пүтүн алий кеңәшмә әзалири һәзрити Әйсани өлүм җазасиға мәһкүм қилиш үчүн, ялған испат издәтти. | |
Matt | UyCyr | 26:60 | Бир мунчә ялған гувачилар оттуриға чиққан болсиму, испат көрситип берәлмиди. Ахирда икки гувачи оттуриға чиқип: | |
Matt | UyCyr | 26:61 | — Бу адәм: «Мән Худаниң ибадәтханисини бузуп ташлап, үч күн ичидә қайта ясап чиқалаймән» дегән, — деди. | |
Matt | UyCyr | 26:62 | Баш роһаний орнидин туруп, һәзрити Әйсаға: — Қени, җавап бәрмәмсән? Буларниң Сениң үстүңдин бәргән гувалиқлириға немә дәйсән? — деди. | |
Matt | UyCyr | 26:63 | Лекин һәзрити Әйса лам-җим демиди. Баш роһаний Униңға: — Мәңгү һаят Худа алдида қәсәм қилишиңни буйруймән. Ейтқин, Худа Оғли Қутқазғучи-Мәсиһ Сәнму? — деди. | |
Matt | UyCyr | 26:64 | Һәзрити Әйса мундақ җавап қайтурди: — Сизниң дегиниңиздәк. Лекин шуни билип қоюңки, буниңдин кейин силәр Инсан Оғлиниң қадир Худаниң оң йенида олтиридиғанлиғини вә көктики булутлар үстидә келидиғанлиғини көрисиләр. | |
Matt | UyCyr | 26:65 | Бу сөзни аңлиған баш роһаний тонлирини житип ташлап: — У Худаға күпүрлүк қилди. Әнди башқа һеч қандақ гувачиниң һаҗити қалмиди. Силәр Униң күпүрлүклирини аңлидиңлар. | |
Matt | UyCyr | 26:66 | Әнди буниңға немә дәйсиләр? — деди. — Өлүм җазасиға тегишлик! — дәп җавап қайтурушти улар. | |
Matt | UyCyr | 26:67 | Буниң билән улар һәзрити Әйсаниң йүзигә түкүрүп, Униңға мушт атти. Бәзилири Уни качатлап: | |
Matt | UyCyr | 26:69 | Петрус ташқиридики һойлида олтиратти. Бир хизмәткар қиз униң йениға келип: — Сән җәлилийәлик Әйса билән бир едиңғу, — деди. | |
Matt | UyCyr | 26:70 | — Сениң немә дәватқанлиғиңни чүшәнмидим! — дәп инкар қилди Петрус һәммисиниң алдида. | |
Matt | UyCyr | 26:71 | Андин Петрус дәрвазиниң алдиға чиқти. Уни көргән йәнә бир хизмәткар қиз у йәрдә турғанларға: — Бу адәм насирәлик Әйсаниң шериги еди, — деди. | |
Matt | UyCyr | 26:73 | У йәрдә турғанлар бир аздин кейин Петрусниң йениға келип: — Шүбһисизки, сән Әйсаниң шериклириниң бири. Тәләппузуңдин мана мән дәп чиқип туриду, — дейишти. | |
Matt | UyCyr | 26:74 | Петрус қәсәм қилип: — У Адәмни тонумаймән. Болмиса мени Худа урсун! — деди. Дәл шу чағда ғораз чиллиди. | |
Chapter 27
Matt | UyCyr | 27:1 | Таң етиши биләнла, пүтүн алий роһанийлар билән хәлиқ ақсақаллири мәслиһәтлишип, һәзрити Әйсани өлүмгә мәһкүм қилдуруш үчүн бағлап, | |
Matt | UyCyr | 27:3 | Һәзрити Әйсаға сатқунлуқ қилған Йәһуда һәзрити Әйсаниң өлүмгә мәһкүм қилинғанлиғини көрүп, өз қилмишиға пушайман қилди вә алий роһанийлар билән ақсақалларға оттуз күмүч тәңгини қайтуруп берип: | |
Matt | UyCyr | 27:4 | — Мән бегуна бир җанға замин болуп гуна өткүздүм, — деди. — Бу сениң ишиң, бизниң немә каримиз? — дейишти улар. | |
Matt | UyCyr | 27:6 | Пулларни жиғивалған алий роһанийлар: — Қан төкүш үчүн төләнгән бу тәңгиләрни ибадәтханиниң ғәзнисигә қоюш һарам, — дейишти. | |
Matt | UyCyr | 27:7 | Улар өз ара мәслиһәтлишип, бу пуллар билән яқа жутлуқларға мазарлиқ қилиш үчүн, хумданчиниң бир парчә йерини сетивалди. | |
Matt | UyCyr | 27:9 | Бу вақиә арқилиқ Йәрәмия пәйғәмбәр тәрипидин бурун ейтилған мону сөзләр әмәлгә ашурулди: «Улар исраил хәлқиниң Униң үчүн бәлгүлигән баһасини, Йәни оттуз күмүч тәңгини елишти | |
Matt | UyCyr | 27:11 | Һәзрити Әйса һакимниң алдиға кәлтүрүлди. Һаким Униңдин: — Сән йәһудийларниң Падишасиму? — дәп сориди. — Ейтқиниңиздәк, — деди һәзрити Әйса. | |
Matt | UyCyr | 27:12 | Алий роһанийлар вә ақсақаллар Униң үстидин әризә-шикайәт қилғанда, У бир еғизму җавап бәрмиди. | |
Matt | UyCyr | 27:13 | Буниң билән Пилатус Униңға: — Сениң үстүңдин қилинған шунчә көп шикайәтләрни аңлимайватамсән? — деди. | |
Matt | UyCyr | 27:14 | Бирақ һәзрити Әйса уларниң биригиму җавап бәрмиди. Һаким буниңға интайин һәйран қалди. | |
Matt | UyCyr | 27:15 | Һәр қетимлиқ «Өтүп кетиш» һейтида, һаким адити бойичә халайиқ тәләп қилған бир мәһбусни қоюп берәтти. | |
Matt | UyCyr | 27:17 | Хәлиқ бир йәргә җәм болғанда, Пилатус улардин: — Силәр үчүн кимни қоюп беришимни тәләп қилисиләр? Бараббасниму яки Мәсиһ дәп аталған Әйсаниму? — дәп сориди. | |
Matt | UyCyr | 27:18 | Пилатус алий роһанийлар вә ақсақалларниң һәзрити Әйсаға көрәлмәслик қилип Уни өзигә тапшуруп бәргәнлигини биләтти. | |
Matt | UyCyr | 27:19 | Пилатус сорақ минбиридә олтарғанда, аяли униңға: — У бегуна Адәмгә тәгмәң. У түнүгүн кечә чүшүмгә кирип, көп азапландим, — дәп хәвәр әвәтти. | |
Matt | UyCyr | 27:20 | Алий роһанийлар вә ақсақаллар болса хәлиқни күшкүртүп, һаким Пилатустин Бараббасни қоюп беришни вә һәзрити Әйсани өлүмгә мәһкүм қилишни тәләп қилдурди. | |
Matt | UyCyr | 27:21 | Һаким улардин йәнә: — Силәр үчүн бу иккисиниң қайсисини қоюп беришимни тәләп қилисиләр? — дәп сориди. — Бараббасни, — дейишти улар. | |
Matt | UyCyr | 27:22 | — Ундақ болса, Мәсиһ дәп аталған Әйсани қандақ бир тәрәп қилай? — деди Пилатус. Һәммиси бир еғиздин: — Уни чапрас яғачқа миқлитиң! — дейишти. | |
Matt | UyCyr | 27:23 | Пилатус: — Немишкә? У зади немә җинайәт өткүзүпту? — дәп сориди. Бирақ улар техиму қаттиқ вақиришип: — Уни чапрас яғачқа миқлитиң! — дәп турувелишти. | |
Matt | UyCyr | 27:24 | Пилатус йәнә сөзләшниң әһмийәтсиз екәнлигини, болмиса қалаймиқанчилиқ чиқидиғанлиғини көрүп, су елип, көпчиликниң алдида қолини жуйғач: — Бу Адәмниң қениға мән җавапкәр әмәс, бу ишқа өзәңлар җавапкәр болуңлар! — деди. | |
Matt | UyCyr | 27:25 | Пүтүн хәлиқ бир еғиздин: — Униң қениниң җавапкәрлиги бизниң вә балилиримизниң үстидә болсун! — дейишти. | |
Matt | UyCyr | 27:26 | Буниң билән Пилатус Бараббасни уларға чиқирип бәрди. Һәзрити Әйсани болса қамчилатқандин кейин, чапрас яғачқа миқлаш үчүн ләшкәрлиригә тапшурди. | |
Matt | UyCyr | 27:27 | Кейин ләшкәрләр һәзрити Әйсани һаким ордисиға елип кирип, пүтүн ләшкәрләр топини бу йәргә жиғди. | |
Matt | UyCyr | 27:29 | Тикән шахлирини өрүп бир таҗа ясап, бешиға кийдүрди вә оң қолиға бир қомучни тутқузди. Андин Униң алдиға тизлинип: «Яшисун йәһудийларниң Падишаси!» дәп мәсқирә қилишти. | |
Matt | UyCyr | 27:31 | Уни мана шундақ мәсқирә қилғандин кейин, тонни салдуруп, учисиға өз кийимлирини кийдүрди вә чапрас яғачқа миқлаш үчүн елип меңишти. | |
Matt | UyCyr | 27:32 | Улар ташқириға чиққинида, Кирини шәһирилик Симун исимлиқ бир кишини учритип, һәзрити Әйса көтирип маңған чапрас яғачни униңға мәҗбурий көтәргүзди. | |
Matt | UyCyr | 27:34 | һәзрити Әйсаға ичиш үчүн дора арилаштурулған шарап бәрди, лекин һәзрити Әйса уни тетип көрүп, ичкили унимиди. | |
Matt | UyCyr | 27:35 | Ләшкәрләр һәзрити Әйсани чапрас яғачқа миқлиғандин кейин, чәк ташлишип кийимлирини бөлүшүвалди. | |
Matt | UyCyr | 27:37 | Улар һәзрити Әйсаниң бешиниң жуқури тәрипигә «Бу йәһудийларниң Падишаси Әйса» дәп йезилған бир гуна тахтисини асти. | |
Matt | UyCyr | 27:38 | Һәзрити Әйсадин башқа икки қарақчиму чапрас яғачқа миқланған болуп, бири униң оң йенидики, йәнә бири сол йенидики чапрас яғачта еди. | |
Matt | UyCyr | 27:40 | — Қени, Сән ибадәтханини бузуп ташлап, үч күндә қайтидин ясап чиқидиған Адәм едиңғу? Әнди Өзәңни қутқузғина! Худа Оғли болсаң, чапрас яғачтин чүшүп баққин! — дейишти. | |
Matt | UyCyr | 27:42 | — Башқиларни қутқузуптикән, Өзини қутқузалмиди, исраилларниң Падишасимиш техи! Әнди чапрас яғачтин чүшүп бақсунчу, андин Униңға ишинәйли. | |
Matt | UyCyr | 27:43 | У Худаға ишинәтти, Худа Уни әзизлисә, қутқузуп бақмисунму! Чүнки У: «Мән Худа Оғли» дегән еди, — дейишти. | |
Matt | UyCyr | 27:44 | Һәзрити Әйса билән биллә чапрас яғачқа миқланған қарақчиларму Уни шундақ һақарәтләшти. | |
Matt | UyCyr | 27:46 | Саат үчләрдә һәзрити Әйса жуқури аваз билән: «Ели, Ели, ләма шәвақтани?» йәни «Худайим, Худайим, Мени немишкә ташлавәттиң?» дәп вақириди. | |
Matt | UyCyr | 27:47 | У йәрдә турғанларниң бәзилири буни хата аңлап: — Бу адәм Илияс пәйғәмбәргә мураҗиәт қиливатиду, — дейишти. | |
Matt | UyCyr | 27:48 | Уларниң ичидин бири дәрһал жүгрәп берип, бир парчә латини әкәлди. Андин уни әрзән үзүм шаравиға чилап, қомучниң учиға бағлап, һәзрити Әйсаға ичкүзмәкчи болди. | |
Matt | UyCyr | 27:49 | Башқилар: — Тохтап туруңлар, қарап бақайли, Илияс пәйғәмбәр келип Уни қутқузуп қалармикин? — дейишти. | |
Matt | UyCyr | 27:51 | Шу вақитта мәркизий ибадәтханидики пәрдә жуқуридин төвәнгә икки парчигә бөлүнүп житилди. Зимин силкинип, ташлар йерилип, | |
Matt | UyCyr | 27:52 | қәбирләр ечилди. Һәзрити Әйса тирилгәндин кейин, бурун аләмдин өткән бир мунчә садақәтмән адәмләр тирилди. | |
Matt | UyCyr | 27:53 | Улар қәбирлиридин чиқти вә муқәддәс шәһәр Йерусалимға кирип, у йәрдә нурғун кишиләргә көрүнди. | |
Matt | UyCyr | 27:54 | Һәзрити Әйсани күзәт қиливатқан йүз беши вә ләшкәрләр зиминниң силкиниши вә башқа һадисиләрни көрүп, интайин қорқушқан һалда: — У һәқиқәтән Худа Оғли екән! — дейишти. | |
Matt | UyCyr | 27:55 | У йәрдә йәнә вақиәни жирақтин көрүп турған бир мунчә аялларму бар еди. Улар һәзрити Әйсаға хизмәт қилиш үчүн, Җәлилийә өлкисидин Униңға әгишип кәлгән еди. | |
Matt | UyCyr | 27:56 | Уларниң арисида мәҗдәллик Мәрийәм, Яқуп билән Йүсүпниң аниси Мәрийәм, Зәбәдийниң оғуллириниң анисиму бар еди. | |
Matt | UyCyr | 27:57 | Күн петишқа йеқин араматиялиқ Йүсүп исимлиқ бир бай кәлди. Уму һәзрити Әйсаниң шагиртлиридин еди. | |
Matt | UyCyr | 27:58 | У һаким Пилатусниң алдиға берип, һәзрити Әйсаниң җәсидини тәләп қилди. Пилатус җәсәтни униңға беришкә әмир қилди. | |
Matt | UyCyr | 27:60 | вә уни өзи үчүн қияда ойдурған йеңи қәбиргә қойди. Андин қәбирниң ағзиға йоған бир қорам ташни домилитип қоюп кетип қалди. | |
Matt | UyCyr | 27:61 | Мәҗдәллик Мәрийәм билән йәнә бир Мәрийәм болса у йәрдә, қәбирниң удулида олтиришти. | |
Matt | UyCyr | 27:62 | Дәм елиш күниниң һарписи өткән еди. Униң әтиси алий роһанийлар билән пәрисийләр һаким Пилатусниң алдида җәм болушуп: | |
Matt | UyCyr | 27:63 | — Җанаплири, Әйсаниң һаят вақтида: «Мән өлүп үчинчи күни тирилимән», дегини есимиздә. | |
Matt | UyCyr | 27:64 | Шуниң үчүн қәбирни үчинчи күнигичә қоғдаш үчүн әмир бәргәйсиз. Ундақ қилмиғанда, шагиртлири келип җәсәтни оғрилап кетип, хәлиққә: «У өлүмдин тирилди», дейиши мүмкин. У ялғанчилиқ алдинқисидинму бетәр болиду, — дейишти. | |
Matt | UyCyr | 27:65 | Пилатус уларға: — Қоғдиғучи ләшкәр елип берип, қәбирни қурбиңларниң йетишичә қоғдаңлар, — деди. | |
Chapter 28
Matt | UyCyr | 28:1 | Дәм елиш күни өтүп йәкшәнбә күни таң сүзүлгәндә, мәҗдәллик Мәрийәм билән йәнә бир Мәрийәм қәбирни йоқлап барди. | |
Matt | UyCyr | 28:2 | Туюқсиз қаттиқ йәр тәврәп кәтти, чүнки Рәбниң периштәлиридин бири асмандин чүшүп, қәбиргә берип, ташни бир янға домилитип, үстидә олтарған еди. | |
Matt | UyCyr | 28:5 | Периштә аялларға мундақ деди: — Қорқмаңлар! Силәрниң чапрас яғачқа миқланған һәзрити Әйсани издәйдиғанлиғиңларни билимән. | |
Matt | UyCyr | 28:7 | Дәрһал берип Униң шагиртлириға: «Һәзрити Әйса өлүмдин тирилипту. Җәлилийәгә силәрдин авал баридикән, Уни шу йәрдә көридикәнсиләр», дәңлар. Мана мән силәргә ейтип бәрдим. | |
Matt | UyCyr | 28:8 | Аяллар бир тәрәптин қорқса, йәнә бир тәрәптин зор хошаллиқ ичидә қәбирдин дәрһал кетип, жүгригән пети һәзрити Әйсаниң шагиртлириға хәвәр беришкә кетишти. | |
Matt | UyCyr | 28:9 | Тосаттин һәзрити Әйса уларниң алдиға чиқип: — Салам силәргә! — деди. Уларму алдиға берип, һәзрити Әйсаниң путиға есилип, Униңға сәҗдә қилди. | |
Matt | UyCyr | 28:10 | Шу чағда һәзрити Әйса уларға: — Қорқмаңлар! Берип қериндашлиримға хәвәр қилиңлар. Җәлилийәгә барсун, Мени шу йәрдә көриду, — деди. | |
Matt | UyCyr | 28:11 | Аяллар техи йолда кетиватқанда, қәбир қоғдиғучиларниң бәзилири шәһәргә кирип, болған вақиәләрниң һәммисини алий роһанийларға хәвәр қилди. | |
Matt | UyCyr | 28:12 | Алий роһанийлар ақсақаллар билән бир йәргә жиғилип мәслиһәтләшкәндин кейин, ләшкәрләргә зор миқдарда пул берип: | |
Matt | UyCyr | 28:13 | — Силәр: «Әйсаниң шагиртлири кечиси келип, биз ухлаватқанда, Униң җәсидини оғрилап әкетипту», дәңлар. | |
Matt | UyCyr | 28:14 | Әгәр бу хәвәр һакимниң қулиғиға йетип қалса, биз ариға чүшүп, силәргә гәп кәлтүрмәймиз, — деди. | |
Matt | UyCyr | 28:15 | Шундақ қилип, ләшкәрләр пулни алди вә уларниң дегини бойичә қилди. Бу ялған гәп-сөз бүгүнгичә йәһудийлар арисида тарқилип кәлмәктә. | |
Matt | UyCyr | 28:17 | Улар һәзрити Әйсани көргинидә, Униңға сәҗдә қилишти, лекин бәзилири гуман ичидә еди. | |
Matt | UyCyr | 28:18 | Һәзрити Әйса уларниң йениға келип, мундақ деди: — Асманда вә йәр йүзидә пүтүн һоқуқ Маңа берилди. | |
Matt | UyCyr | 28:19 | Шуниң үчүн берип пүткүл милләтләрни Мениң шагиртлирим қилип йетиштүрүңлар. Уларни Худа Ата, Униң Оғли вә Муқәддәс Роһниң нами билән чөмүлдүрүп, | |