Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PROVERBS
Up
Toggle notes
Chapter 1
Prov UyCyr 1:1  Давут падишаниң оғли, Исраил падишаси Сулайманниң пәнд-нәсиһәтлири:
Prov UyCyr 1:2  Бу пәнд-нәсиһәтләр даналиқ вә тәлим-тәрбийигә егә қилар сени, Йешәр ибрәтлик сөзләрниң чоңқур мәнасини;
Prov UyCyr 1:3  Тәрбийиләр сени әқиланилик билән яшашқа, Һәққаний, адил вә дурус болушқа;
Prov UyCyr 1:4  Әқиллиқ қилар саддә адәмләрни, Билимлик вә пәм-парасәтлик қилар яшларни.
Prov UyCyr 1:5  Аңлап буларни даналар техиму дана болсун, Зерәкләр әқиланә мәслиһәткә еришсун.
Prov UyCyr 1:6  Чүшәнгили болар бу пәнд-нәсиһәтләрдин әқлийә сөзләрни, Тәмсилләрни, данишмәнләрниң һекмәтлири вә тепишмақлирини.
Prov UyCyr 1:7  Пәрвәрдигардин әйминиш әқил-идрәкниң башлинишидур. Ахмақлар даналиқ вә тәлим-тәрбийини камситиду.
Prov UyCyr 1:8  Әй оғлум, тәрбийисигә қулақ сал атаңниң, Тәлимигә бепәрвалиқ қилма анаңниң.
Prov UyCyr 1:9  Уларниң тәлим-тәрбийиси бешиңға тақалған таҗидур, Бойнуңға есилған алтун зәнҗирдур.
Prov UyCyr 1:10  Әй оғлум, әгәр сени гунакарлар аздурса, әгәшмигин уларға.
Prov UyCyr 1:11  Әгәр улар «Кәл, бизгә қошул, қапқан қурайли җан елишқа, Бирәр бегунани сәвәпсизла пайлап турайли тутушқа.
Prov UyCyr 1:12  Өлүкләр маканидәк тирик жутайли биз гунасизларни, Гөргә чүшүп кәткәндәк йоқитайли у сағлам адәмләрни.
Prov UyCyr 1:13  Тартип алайли шу чағ хилму-хил қиммәтлик мал-дунияни, Алған олҗа билән толтурайли өйлиримизни.
Prov UyCyr 1:14  Бизгә шерик бол, тапқинимиз ортақ болсун» десиму,
Prov UyCyr 1:15  Әй оғлум, йолиға кирмә уларниң, басма бир қәдәмму.
Prov UyCyr 1:16  Чүнки етишиду улар өзлирини яманлиққа, Алдиришиду һәм қан төкүшкә.
Prov UyCyr 1:17  Қуш туюп қалғанда тор йейиш бекар аваричиликтур.
Prov UyCyr 1:18  Лекин шу яманлар дәл өз-өзигә әҗәллик қапқан қойиду, Өз җенини һалак қилидиған ора колайду.
Prov UyCyr 1:19  Һарам мал-дунияға амрақ адәмләрниң ақивити шуки, Алиду бу һарам мал-дуния уларниң җенини.
Prov UyCyr 1:20  Даналиқ чақирмақта кочиларда, авази яңримақта базарларда,
Prov UyCyr 1:21  Үндимәктә ават җайларда, Вәз ейтмақта шәһәр дәрвазилириниң алдида:
Prov UyCyr 1:22  — Әй наданлар, қачанғичә наданлиқта жүрисиләр? Әй мазақчилар, қачанғичә мазақ қилиштин һөзүр алисиләр? Әй әқилсизләр, қачанғичә билимдин нәпрәтлинисиләр?
Prov UyCyr 1:23  Тәнқитлиримгә қулақ салған болсаңлар, Силәргә төкүп берәттим қәлбимдикини, Силәр билән ортақлишаттим ой-пикирлиримни.
Prov UyCyr 1:24  Лекин мени рәт қилдиңлар чақирғинимда, Һечқайсиңлар етивар бәрмидиңлар қолумни узатқинимда.
Prov UyCyr 1:25  Пәрва қилмидиңлар нәсиһәтлиримниң һечқайсисиға, Халимидиңлар қулақ селишни тәнқитлиримгә.
Prov UyCyr 1:26  Шуңа күлимән балаю-апәткә йолуққиниңларда, Силәрни мәсқирә қилимән вәһимигә чүшкиниңларда,
Prov UyCyr 1:27  Борандәк кәлгән вәһимидә қалғиниңларда, Балаю-апәт қуюндәк йетип кәлгинидә, Азап вә қайғу силәрни муптила қилғинида.
Prov UyCyr 1:28  Чақирисиләр ялвуруп шу чағ мени, Лекин бәрмәсмән силәргә җавап. Һәрқанчә издисәңларму тапалмайсиләр мени.
Prov UyCyr 1:29  Чүнки нәпрәтләндиңлар силәр билимдин, Таллимидиңлар әйминишни Худадин.
Prov UyCyr 1:30  Қобул қилмидиңлар мениң нәсиһәтлиримни, Мәнситмидиңлар барлиқ тәнқитлиримни.
Prov UyCyr 1:31  Шуңа силәр өз бешиңларни йәйсиләр, Өзәңлар колиған ориға өзәңлар чүшисиләр.
Prov UyCyr 1:32  Бәрһәқ, өз җенини һалак қилиду наданлар мени рәт қилғанлиқтин, Өзлирини һалак қилиду әқилсизләр беғәмлигидин.
Prov UyCyr 1:33  Бирақ маңа қулақ салғанлар аман-есән яшайду, Яманлиқниң вәһимисидин хали, хатирҗәм болиду.
Chapter 2
Prov UyCyr 2:1  Әй оғлум, әгәр қобул қилсаң сөзлиримни, Қәлбиңдә сақлисаң буйруқлиримни,
Prov UyCyr 2:2  Қулақ салсаң даналиққа, Көңүл қойсаң әқил-идрәккә,
Prov UyCyr 2:3  Мураҗиәт қилсаң парасәткә тәшна болуп, Чақирсаң әқил-идрәкни тәлмүрүп,
Prov UyCyr 2:4  Қазсаң даналиқни алтун-күмүч қазғандәк, Издисәң уни йошурун ғәзнә издигәндәк,
Prov UyCyr 2:5  Шу чағда Пәрвәрдигардин әйминишни билисән, Худани һәқиқәтән тоналайсән.
Prov UyCyr 2:6  Чүнки Пәрвәрдигар даналиқ ата қилғучидур. Билим билән әқил-идрәк Униң сөзидин келур.
Prov UyCyr 2:7  У сақлап қойғандур яхшилиқларни дурусларға, Өзи қалқандур дурус йолда маңғанларға.
Prov UyCyr 2:8  Йолини қоғдайду У адиллиқни яқлиғучиларниң, Сақлайду У йолини садиқ бәндилириниң.
Prov UyCyr 2:9  Шу чағ һәққанийлиқ, адиллиқ вә дуруслуқни тонуйсән, Бу яхши йолларни чүшинисән.
Prov UyCyr 2:10  Чүнки орун алиду даналиқ қәлбиңдин, Көңлүң яйрайду билимдин.
Prov UyCyr 2:11  Қоғдайду сени пәм-параситиң, Сақлайду һәм әқил-идригиң,
Prov UyCyr 2:12  Шунда даналиқ қутулдуриду сени яман йолдин, Тилиниң астида тили барлардин,
Prov UyCyr 2:13  Ундақлар тоғра йолни ташлап, зулмәттә яшар,
Prov UyCyr 2:14  Яманлиқ қилиштин хошаллинар, Явузлуқниң вәһшийлигидин шатлинар,
Prov UyCyr 2:15  Әгри йолда меңип сахтипәзлик қилар.
Prov UyCyr 2:16  Даналиқ сақлар сени әхлақсиз аялдин, Шерин-шекәр сөзлүк, бузуқ хотундин.
Prov UyCyr 2:17  Бундақ хотун ташлар яшлиғида тәккән җорисини, Унтуп қалар у Худа алдида қилған келишимини.
Prov UyCyr 2:18  Өлүмгә апиридиған йолдур униң өйи, Әрвалар маканиға башлар униң йоли.
Prov UyCyr 2:19  Униң йениға барғанларниң бириму қайталмас, Һаятлиқ йолиға һәм йетәлмәс.
Prov UyCyr 2:20  Сән маң яхшиларниң изидин, Чиқма һәққанийларниң йолидин.
Prov UyCyr 2:21  Чүнки йеримиздә маканлишар дуруслар, Қелип қалар инсаплиқлар.
Prov UyCyr 2:22  Лекин у йәрдин тар-мар қилинар яманлиқ қилғучилар. Жулуп ташлинар вапасизлар.
Chapter 3
Prov UyCyr 3:1  Әй оғлум, унтума тәлимимни, Чиң сақла қәлбиңдә буйруқлиримни.
Prov UyCyr 3:2  Өмүр қошар улар өмрүңгә, Аман-есәнлик елип келәр һаятиңға.
Prov UyCyr 3:3  Меһриванлиқ вә садақәтни ташлима, Уларни маҗандәк есивал бойнуңға, Орнитивал қәлбиңниң чоңқур қетиға.
Prov UyCyr 3:4  Таписән шәпқәт вә иззәт шу чағда, Худаниң һәм адәмләрниң нәзиридә.
Prov UyCyr 3:5  Ишәнмәй өз әқлиңгә, Ишән пүтүн қәлбиң билән Пәрвәрдигарға,
Prov UyCyr 3:6  Яд әт Пәрвәрдигарни һәр ишта, Очуқ қилар йолуңни У шунда.
Prov UyCyr 3:7  Өзәңни әқиллиқ дәп санима, Пәрвәрдигардин әйминип, яманлиққа йолима.
Prov UyCyr 3:8  Шундақ қилсаң, сағлам болар тениң, Иликкә толар сүйәклириң.
Prov UyCyr 3:9  Улуқла Пәрвәрдигарни, атап мал-дунияриңни, Һәдийә қилип Униңға биринчи һосулуңни.
Prov UyCyr 3:10  Шунда толуп ташар амбарлириң ашлиққа, Шарап туңлириң йеңи шарапқа.
Prov UyCyr 3:11  Әй оғлум, баш тартма Пәрвәрдигарниң тәрбийисидин, Безар болма Униң түзитишидин.
Prov UyCyr 3:12  Чүнки ата тәрбийилигәндәк әтиварлиқ оғлини, Пәрвәрдигарму тәрбийиләр сөйгәнлирини.
Prov UyCyr 3:13  Даналиққа еришкәнләр, әқил-идрәк тапқанлар бәхитликтур!
Prov UyCyr 3:14  Даналиқ кәлтүргән пайда күмүчниңкидинму артуқтур, Алтундин алған мәнпийәттинму әвзәлдур.
Prov UyCyr 3:15  У ләәл-яқутлардин қиммәтликтур, Һәрқандақ арзулуқ нәрсәң униңға тәң келәлмәстур.
Prov UyCyr 3:16  Бардур узун өмүр даналиқниң оң қолида, Байлиқ вә шөһрәт униң сол қолида.
Prov UyCyr 3:17  Беғишлар даналиқ йоли шат-хорамлиқ саңа, Йетәкләр у сени аманлиққа.
Prov UyCyr 3:18  Даналиқни тутуп турғучилар үчүн у һаятлиқ дәриғидур, Даналиқни мәккәм тутқанларниң һәммиси бәхитликтур.
Prov UyCyr 3:19  Пәрвәрдигар даналиғи билән яратти зиминни, Әқли билән бәрпа қилди асманни.
Prov UyCyr 3:20  Пәрвәрдигарниң даналиғи билән чоңқур қайнамлар етилди, Булутлар шәбнәм пүркиди.
Prov UyCyr 3:21  Әй оғлум, чиң тут даналиқ вә пәм-парасәтни, Көз алдиңдин һәргиз йоқатма уларни.
Prov UyCyr 3:22  Улар һаят бәхш етәр җениңға, Безәк болуп есилар бойнуңға.
Prov UyCyr 3:23  Шу чағ йолуңда жүрисән теч-аман, Путлишип кәтмәйсән һечқачан.
Prov UyCyr 3:24  Ятқанда һечнемидин қорқмайсән, Йетипла татлиқ ухлайсән.
Prov UyCyr 3:25  Қорқма туюқсиз кәлгән ховуптин, Явузларниң бешиға кәлгән вәйранчилиқтин.
Prov UyCyr 3:26  Чүнки таянчиңдур Пәрвәрдигар, У путлириңни қапқанларға чүшүштин сақлар.
Prov UyCyr 3:27  Әгәр кәлсә яхшилиқ қилиш қолуңдин, Ярдимиңни айима һаҗәтмәнләрдин.
Prov UyCyr 3:28  Хошнаңға еһтияҗлиқ нәрсә сәндә бар болса, «Әтә кәл, шу чағда берәй» дәп уни қайтурма.
Prov UyCyr 3:29  Хошнаңға зиянкәшлик қилиш нийитидә болма, Чүнки у саңа ишинип хатирҗәм яшайду йениңда.
Prov UyCyr 3:30  Бирәрси саңа яманлиқ қилмиған болса, Униң билән сәвәпсиз маҗралашма.
Prov UyCyr 3:31  Зораванға һәсәт қилма, Униң йоллиридин һечқайсисини таллима.
Prov UyCyr 3:32  Чүнки әгри адәмләр жиркиничликтур Пәрвәрдигарға, Дурусларға У йеқин турар амма.
Prov UyCyr 3:33  Пәрвәрдигарниң ләнити тегәр яманларниң өйигә, У бәхит ата қилар һәққанийларниң аилисигә.
Prov UyCyr 3:34  У мәсқиричиләрни мәсқирә қилар, Кичик пеилларға шәпқәт яғдурар.
Prov UyCyr 3:35  Даналар шан-шәрәпкә муйәссәр болар, Наданлар болса шәрмәндиликтә қалар.
Chapter 4
Prov UyCyr 4:1  Әй оғуллирим, атаңларниң тәрбийисигә қулақ селиңлар. Әқил-идрәк тепиш үчүн көңүл қоюп аңлаңлар.
Prov UyCyr 4:2  Чүнки силәргә үгитимән илим-һекмәтни, Рәт қилмаңлар мениң тәлимлиримни.
Prov UyCyr 4:3  Кичигимдә алғанмән атамниң тәрбийисини, Едим мән анамниң ялғуз әтиварлиғи,
Prov UyCyr 4:4  Атам маңа мундақ үгәткән еди: — Жүригиңдә сақлиғин сөзлиримни, Әмәл қилғин буйруқлиримға, Яшайсән бәхитлик шунда.
Prov UyCyr 4:5  Әқил тап, ериш даналиққа, Унтума ейтқанлиримни, сөзүмдин чиқма.
Prov UyCyr 4:6  Даналиқтин ваз кәчмә, у сени қоғдар, Уни сөйгин, у сени сақлар.
Prov UyCyr 4:7  Даналиққа еришкин, у һәммидин муһим, Әқил тап, берип болсиму пүтүн байлиғиңни.
Prov UyCyr 4:8  Даналиқни әтиварлиғин, у сени үстүн қилар. Уни қучақла, у сени шөһрәткә ериштүрәр.
Prov UyCyr 4:9  Даналиқ тақар көркәм таҗа бешиңға, Соға қилар шәрәп таҗиниму саңа.
Prov UyCyr 4:10  Сөзлиримни аңла, қобул қил, әй оғлум, Шунда узун болар өмрүң.
Prov UyCyr 4:11  Мән саңа көрсәттим даналиқниң йолини, Йетәклидим тоғра йолда меңишни.
Prov UyCyr 4:12  Тосалғуға учримайсән маңғиниңда, Путлишип кәтмәйсән жүгригиниңдә.
Prov UyCyr 4:13  Алған тәрбийини чиң тут, айрилма, убдан сақла уни, У сениң һаятиңдур чүнки.
Prov UyCyr 4:14  Кирмә явузларниң йолиға, Жүрмә яманларниң изида.
Prov UyCyr 4:15  Өзәңни қачур, өтмә һәм уларниң йолидин, Бурулуп өтүп кәткин уларға йолимастин,
Prov UyCyr 4:16  Чүнки ухлалмас улар яманлиқ қилмиғичә, Уйқуси кәлмәс бирәрсини жиқитмиғичә.
Prov UyCyr 4:17  Улар йәр явузлуқниң ненини. Ичәр зораванлиқниң шаривини.
Prov UyCyr 4:18  Таң нуриға охшар һәққанийларниң йоли, Қуяш толуқ көтирилгичә нурлинар йоруғансири.
Prov UyCyr 4:19  Қараңғу зулмәткә охшар явузларниң йоли, Билмәс улар өзлириниң немигә путлишип кетишини.
Prov UyCyr 4:20  Әй оғлум, сөзлиримни көңүл қоюп аңла. Убдан қулақ сал ейтқанлиримға,
Prov UyCyr 4:21  Уларни көз алдиңдин йоқатма, Қәлбиңниң чоңқур қетида сақла.
Prov UyCyr 4:22  Чүнки чүшәнгәнләр үчүн бу сөзләр һаятлиқтур, Уларниң тән сағламлиғидур.
Prov UyCyr 4:23  Пак тут бар күчүң билән қәлбиңни, У һаят булиғидур чүнки.
Prov UyCyr 4:24  Бир еғизму әгри гәп қилма. Тилиңни һелигәрликтин сақла.
Prov UyCyr 4:25  Алдиңға тиккин көзлириңни, Тоғра ташла һәм нәзириңни.
Prov UyCyr 4:26  Һәрбир қәдимиңни бас тоғра, Оң болиду маңған йоллириң шунда.
Prov UyCyr 4:27  Оң, солға чәтнимәй, алға басқин, Жирақ тут путлириңни яманлиқтин.
Chapter 5
Prov UyCyr 5:1  Әй оғлум, һекмәтлик сөзлиримгә көңүл қойғин, Әқиланә мәслиһәтлиримгә қулақ салғин.
Prov UyCyr 5:2  Шунда айрилмас әқил-идрәк сәндин, Дурус сөзләр төкүләр ләвлириңдин.
Prov UyCyr 5:3  Һәсәл тамар бузуқ хотунниң ләвлиридин, Силиқтур униң сөзлири зәйтун йеғидин.
Prov UyCyr 5:4  Лекин у елип кәлгән ақивәт аччиқтур кәкридәк, Азап-оқубәтликтур хәнҗәр билән тилғандәк.
Prov UyCyr 5:5  Өлүмгә башлар униң тутқан йоли. Өлүкләр маканиға елип барар басқан қәдәмлири.
Prov UyCyr 5:6  У һаятлиқ йолини ойлапму қоймас, Әгри йолларда тенәп жүргәнлигини өзи билмәс.
Prov UyCyr 5:7  Әй оғуллар, сөзлиримни көңүл қоюп аңлаңлар. Дегәнлиримдин чиқмаңлар.
Prov UyCyr 5:8  Бундақ хотундин нери қач! Униң босуғисиға йеқин йолима!
Prov UyCyr 5:9  Болмиса өз иззитиңни йоқитисән, Рәһимсизгә қәриздар болисән.
Prov UyCyr 5:10  Байлиғиңдин ятлар һөзүрлинәр, Әмгәк қилип тапқанлириң өзгиниң өйидә қалар.
Prov UyCyr 5:11  Налә-пәрият чекисән өмрүңниң ахирида, Һеч мағдир қалмиғанда тән вә вуҗудуңда.
Prov UyCyr 5:12  Шу чағ дәйсәнки: — Немишкиму тәрбийини өч көргәндимән? Көңлүмдә тәнқитләрни мәнситмигәндимән?
Prov UyCyr 5:13  Устазлиримниң сөзини аңлимиғандимән? Маңа тәрбийә бәргәнләргә қулақ салмиғандимән?
Prov UyCyr 5:14  Тас қалдим мана шәрмәндә болушқа, Жиғилған җамаәт алдида.
Prov UyCyr 5:15  Ичкин өз көлчигиңниң сүйидин, Өз қудуғуңдики сүзүк судин.
Prov UyCyr 5:16  Ташсунму булақлириң ташқириға, өстәңлириң кочиларға?
Prov UyCyr 5:17  Улар мәнсүп болсун саңила, Уларни өзгиләр билән ортақлашма.
Prov UyCyr 5:18  Қудуғуң бәрикәтлик болсун, Яшлиғиңда алған аялиңдин һөзүр алғин.
Prov UyCyr 5:19  У кейиктәк сөйүмлүк, маралдәк чирайлиқтур, Униң көкси сени қанаәтләндүрсун, Муһәббитигә дайим шәйда болғин.
Prov UyCyr 5:20  Оғлум, немишкә шәйда болисән бузуқ хотунға? Немишкә атисән өзәңни әхлақсиз хотунниң қойниға?
Prov UyCyr 5:21  Пәрвәрдигарниң көз алдидидур инсанниң қилғанлири, Күзитип туриду У униң барлиқ йоллирини.
Prov UyCyr 5:22  Чүшириду яманниң қилмишлири өзини қапқанға. Илиниду у өз гунайи билән сиртмаққа.
Prov UyCyr 5:23  У өзини туталмаслиғидин өз җенини һалак қилиду. Чекидин ашқан ахмақлиғи түпәйли йолдин азиду.
Chapter 6
Prov UyCyr 6:1  Әй оғлум, кепил болған болсаң достуңға, Яки қол бәргән болсаң капаләт үчүн биригә,
Prov UyCyr 6:2  Тутулуп ағзиңдин чиққан сөзүң билән, Бағлинип қалған болисән өз вәдәң билән,
Prov UyCyr 6:3  Қутулдуруш үчүн өзәңни буниңдин, Бундақ қил, у кишиниң йениға дәрһал барғин, Униңдин өтүнүп сора кәмтарлиқ билән, Чүнки униң илкидисән бәргән вәдәң билән.
Prov UyCyr 6:4  Қутулмиғичә ухлап ятма, кирпик қақма,
Prov UyCyr 6:5  Азат қил өзәңни очи қолидин қачқан кейиктәк, Очиниң торидин қутулған қуштәк.
Prov UyCyr 6:6  Әй һорун, ал чүмүлиләрдин үлгә, Әқил тап қарап уларниң һәрикитигә.
Prov UyCyr 6:7  Йоқтур башлиқ, назарәтчи, һөкүмдар уларда.
Prov UyCyr 6:8  Лекин тәйярлар улар қишниң озуғини язда, Ашлиқ топлар һосул жиғиш вақтида.
Prov UyCyr 6:9  Әй һорун, сән қачанғичә ухлайсән? Қачан орнуңдин турисән?
Prov UyCyr 6:10  Дәйсәнки: Бираз көзүмни жумувалай, бирдәм ухлавалай, Йәнә бирдәм пут-қолумни алмап йетивалай.
Prov UyCyr 6:11  Ятивәрсәң йениңға келәр қарақчидәк намратлиқ, Қураллиқ булаңчидәк һәм муһтаҗлиқ.
Prov UyCyr 6:12  Қара нийәтликләр билән яманлар ялған-явдақ сөзләп жүриду.
Prov UyCyr 6:13  Көз қисип, пут-қоли билән шәрәт қилиду,
Prov UyCyr 6:14  Қара нийити билән яманлиқ планлайду, Һемишәм җедәл-маҗра териду.
Prov UyCyr 6:15  Шуңа келиду туюқсиз бала-қаза уларға, Бирдинла бит-чит болуп қалар қутқузулғусиз һалға.
Prov UyCyr 6:16  Пәрвәрдигарниң жиркинидиған иши алтә, Һәтта, нәпрәтлинидиған иши йәттә.
Prov UyCyr 6:17  Улар болсиму тәкәббур қарайдиған көз, Ялған-явдақ сөзләйдиған тил, Бегуналарниң җенини алидиған қол,
Prov UyCyr 6:18  Сүйиқәст ойлайдиған көңүл, Яманлиққа жүгрәйдиған пут,
Prov UyCyr 6:19  Ағзидин ялғанчилиқ төкүлидиған сахта гувачи, Һәм қериндашлар ара маҗра чиқарғучи.
Prov UyCyr 6:20  Әй оғлум, әмәл қил буйруғиға атаңниң, Чиқма тәлимидин анаңниң.
Prov UyCyr 6:21  Орнитип уларниң сөзини қәлбиңгә, Есивал маҗан қилип бойнуңға.
Prov UyCyr 6:22  Нәгила барсаң йол башлар у саңа, Қоғдар сени ухлиғиниңда, Мәслиһәт берәр саңа ойғанғиниңда.
Prov UyCyr 6:23  Чүнки буйруқ болса чирақтур, Тәлим болса нурдур, Тәрбийиниң өзи һаят йолидур.
Prov UyCyr 6:24  Улар сақлар сени бузуқ хотундин, Әхлақсиз хотунниң шерин сөзлиридин.
Prov UyCyr 6:25  Берилип кәтмә униң гөзәллигигә, Әсир болуп кәтмә қаш-көз ойнитишиға.
Prov UyCyr 6:26  Паһишә аялға нан һәққи йетәр, Өзгиниң хотуни әзиз җениңни алар.
Prov UyCyr 6:27  Кийими көймәмду етигигә чоғ салғучиниң?
Prov UyCyr 6:28  Пути көймәмду чоғ үстидә маңғучиниң?
Prov UyCyr 6:29  Охшаштур өзгиниң хотуни билән бузуқчилиқ қилғучиниң ақивити, Қутулалмас җазадин униң билән бир орунда ятса кимки.
Prov UyCyr 6:30  Кишиләр камситмайду ачлиқтин оғрилиқ қилған оғрини,
Prov UyCyr 6:31  Лекин тутулуп қалса, төләйду у биргә йәттә һәссә төләмни, Тапшуриду өй ичидики барлиқ бисатини.
Prov UyCyr 6:32  Амма өзгиниң аяли билән бузуқчилиқ қилғучи, Йоқтур әқли, һалак қилиду өз-өзини.
Prov UyCyr 6:33  У чоқум шәрмәндә болуп, таяқ йәйду, Жуюп чиқарғусиз рәсвачилиққа қалиду.
Prov UyCyr 6:34  Чүнки аялниң ери ғәзәпкә келәр күндәшлик отида, Һәргиз рәһим қилмас у интиқам алғанда.
Prov UyCyr 6:35  Һәрқандақ төләмгә у қарапму қоймас, Бәрсәңму қанчилик соға, у рази болмас.
Chapter 7
Prov UyCyr 7:1  Әй оғлум, әмәл қил сөзлиримгә, Буйруқлиримни қәдирлә.
Prov UyCyr 7:2  Әмәл қил уларға, бәхитлик яшайсән шунда. Тәлимлиримни көз қаричуғуңдәк асра.
Prov UyCyr 7:3  Уларни теңип бармақлириңға, Сақлавал қәлбиңниң чоңқур қетиға.
Prov UyCyr 7:4  Һәдә-сиңил дәп тонуғин даналиқни, Уруқ-туққан дәп атиғин парасәтни.
Prov UyCyr 7:5  Шунда сақлар улар сени әхлақсиз аялдин, Тили шерин, бузуқ хотундин.
Prov UyCyr 7:6  Өйүмниң деризисидин ташқириға қариғинимда бир қетим,
Prov UyCyr 7:7  Саддә яшлар ара бир әқилсиз жигитни көрүп қалдим.
Prov UyCyr 7:8  У коча яқилап меңивәрди. Бир хотунниң дохмуштики өйи тәрәпкә меңип қалди.
Prov UyCyr 7:9  Бу күн петип, кечә қараңғуси чүшүшкә башлиған вақит еди.
Prov UyCyr 7:10  Мана бир хотун жигитниң алдиға чиқип, униң билән көрүшти. У паһишидәк ясинивалған болуп, нийити бузуқ еди.
Prov UyCyr 7:11  Валақтәккүр вә жүгәнсиз болуп, у өйидә олтарматти.
Prov UyCyr 7:12  Әрләрни езиқтурушқа сақлатти һәр бир дохмушта, Бәзидә кочиларда, бәзидә базарларда.
Prov UyCyr 7:13  У һелиқи жигиткә есилип, сөйүп қелинлиқ билән ейтти:
Prov UyCyr 7:14  — Өйүмдә бар «аманлиқ қурванлиғиниң» гөши, Бүгүн қилдим Худаға вәдә қилған бу қурванлиқни.
Prov UyCyr 7:15  Шуңа сиз билән көрүшүш үчүн чиққан едим, Әнди сизни издәп тепивалдим.
Prov UyCyr 7:16  Каривитимни Мисирниң рәңлик япқучлири билән яптим.
Prov UyCyr 7:17  Орун-көрпилиримгә мурмәкки, муәттәр вә дарчинлар чачтим.
Prov UyCyr 7:18  Келиң, таң атқичә қенип ойнишайли, Бир-биримизниң қойнида ләззәтлинәйли.
Prov UyCyr 7:19  Чүнки ерим өйдә йоқ, чиқип кәтти жирақ сәпәргә,
Prov UyCyr 7:20  Елип бир халта күмүч тәңгә, өйгә қайтмайду ай толғичә.
Prov UyCyr 7:21  Җәлип қилди аял уни өзигә шерин сөзлири билән, Езиқтурди уни яғлима гәплири билән.
Prov UyCyr 7:22  Яш жигит у аялға ойлимайла әгәшти, Союлушқа елип маңған өкүз кәби, Қапқанға чүшүш алдидики буға кәби,
Prov UyCyr 7:23  Қилтаққа өзини етиватқан қуш кәби, Оқ тешип өтмигичә униң җигәрини, Билмәс у бузуқлуқниң һаятиға һалакәт екәнлигини.
Prov UyCyr 7:24  Әй оғуллирим, әнди қулақ селиңлар сөзлиримгә, Етивар бериңлар дегәнлиримгә.
Prov UyCyr 7:25  Бундақ хотун йолиға майил болмисун көңлүңлар, Униң йолиға кирип адишип кәтмәңлар.
Prov UyCyr 7:26  Бундақ аял набут қилған нурғун кишиләрни, Һаятидин айриған сансиз әрләрни.
Prov UyCyr 7:27  Елип барар униң өйи гөргә, Өлүкләр маканидики чоңқур йәргә.
Chapter 8
Prov UyCyr 8:1  Даналиқ чақирмидиму? Әқил-идрәкниң авази яңримидиму?
Prov UyCyr 8:2  Туруп у йол бойидики егиз җайларда, Төрт кочиларда,
Prov UyCyr 8:3  Җакалимақта шәһәр дәрвазилириниң йенида, Шәһәргә кириш ишиклиридә:
Prov UyCyr 8:4  Әй инсанлар, силәрни чақириватимән, Адәм балилириға мураҗиәт қиливатимән.
Prov UyCyr 8:5  Әй саддә адәмләр, үгиниңлар зерәкликни, Әй наданлар, үгиниңлар әқлиңларни ишлитишни.
Prov UyCyr 8:6  Қулақ селиңлар, ейтмақчимән йүксәк ишларни, Дурустур ағзимдин чиққанлири.
Prov UyCyr 8:7  Һәқиқәтни сөзләймән, ялған сөзләштин нәпрәтлинимән.
Prov UyCyr 8:8  Ейтқанлиримниң һәммиси һәқтур, Униңда һелигәрлик яки сахтилиқ йоқтур.
Prov UyCyr 8:9  Ениқтур барлиқ сөзлирим чүшәнгәнләргә, Тоғридур улар билим алғанларға.
Prov UyCyr 8:10  Қобул қилиңлар күмүчниң орниға нәсиһәтлиримни, Сап алтунниң орниға билимни.
Prov UyCyr 8:11  Чүнки даналиқ ләәл-яқутлардинму қиммәтликтур, Һәрқандақ арзулуқ нәрсә униңға тәң келәлмәстур.
Prov UyCyr 8:12  Мән даналиқмән, әқил-идрәк билән биллә яшаймән. Билим вә пәм-парасәтниң егисимән.
Prov UyCyr 8:13  Пәрвәрдигардин әйминиш яманлиқтин нәпрәтлиништур. Нәпрәтлинимән тәкәббурлуқ, мәнмәнлик, яман йол, ялған сөздин.
Prov UyCyr 8:14  Егисимән нәсиһәт вә һекмәтниң, Әқил һәм күч-қудрәтниң.
Prov UyCyr 8:15  Мән арқилиқ һөкүм сүриду падишалар, Адил қанун-пәрман чиқириду һөкүмдарлар.
Prov UyCyr 8:16  Мән арқилиқ башқуриду һоқуқдарлар, Әмәлдарлар, барлиқ адил һөкүм чиқарғучилар.
Prov UyCyr 8:17  Сөйимән мәнму мени сөйгәнләрни, Тапалайду тиришип издигәнләр мени,
Prov UyCyr 8:18  Мәндә бардур байлиқ вә шөһрәт, Түгимәс мал-дуния вә һәққанийәт.
Prov UyCyr 8:19  Мән беридиған мевә алтундин, һәтта сап алтундин қиммәтликтур. Мәндин келидиған пайда сап күмүчтинму әвзәлдур.
Prov UyCyr 8:20  Мән һәққанийәт йолида маңимән, Адаләт йолида илгириләймән.
Prov UyCyr 8:21  Мени сөйгәнләргә байлиқ беримән, Уларниң ғәзнилирини толтуримән.
Prov UyCyr 8:22  Пәрвәрдигар вуҗутқа кәлтүргән мени өз ишлирини башлишидин бурунла, Һәммә мәвҗудатларни яритиштин бурунла,
Prov UyCyr 8:23  Бәрпа болғанмән әзәлдинла, Йәр-зимин техи яритилмастинла.
Prov UyCyr 8:24  Төрәлгәнмән деңиз-океанлар йоқтила, Булақлар көз ачмастинла,
Prov UyCyr 8:25  Төрәлгәнмән егиз тағлар шәкилләнмәстинла, Дөңләр пәйда болмастинла,
Prov UyCyr 8:26  Худа бепаян зимин, кәң далаларни яратмастинла, Зиминдики топа-чаңлар техи моҗут болмастинла.
Prov UyCyr 8:27  У йәрдә едим Худа асманни орнатқинида, Деңиз йүзигә упуқ сизиғини сизғинида,
Prov UyCyr 8:28  Асманға булутларни орунлаштурғинида, Деңиз-океанларни су билән толтурғинида,
Prov UyCyr 8:29  У сулар ташмисун дәп, әмир қилип деңизға чәк қойғинида, Йәр-зиминниң һулини бәлгүлигинидә.
Prov UyCyr 8:30  Мән Униң йенидики уста һүнәрвән едим. Һәр күни мән Униң хошаллиғи едим, Мәнму һәрдайим Униң һозурида шатлинаттим.
Prov UyCyr 8:31  У яратқан пүткүл аләм үчүн шатлинаттим. Дуниядики инсанлардин сөйүнәттим.
Prov UyCyr 8:32  Әнди маңа қулақ селиңлар, әй оғуллар, Нәқәдәр бәхитликтур йолумни тутқанлар!
Prov UyCyr 8:33  Тәлим-тәрбийәмгә қулақ селип, әқил тепиңлар, Уларға бепәрвалиқ қилмаңлар.
Prov UyCyr 8:34  Нәқәдәр бәхитликтур ишик алдимдин кәтмәй һәр күни, Босуғамда күтүп сөзүмни аңлайдиған киши!
Prov UyCyr 8:35  Чүнки мени тапқанлар һаятлиқни тапар. Пәрвәрдигарниң разилиғиға егә болар.
Prov UyCyr 8:36  Өзи зиян тартар мени қолдин берип қойғанлар, Өлүмни яхши көргәнләрдур мени яман көргәнләр.
Chapter 9
Prov UyCyr 9:1  Салди даналиқ бир өй өзигә, Орнатти йәттә түврүк униңға.
Prov UyCyr 9:2  Союп мал, тәйярлап шарапни, Яйди у дәстихинини.
Prov UyCyr 9:3  Әвәтти хизмәткарлирини өз зияпитигә чақиришқа, Турғузди шәһәрниң әң егиз җайлирида:
Prov UyCyr 9:4  «Әй саддилар, бу йәргә келиңлар!» дәп чақирғузди, Әқилсизләргә у мундақ ейтти:
Prov UyCyr 9:5  «Әткән ғизайимға еғиз тегиңлар, Тәйярлиған шаривимни ичиңлар.
Prov UyCyr 9:6  Наданлиқ йолини ташлаңлар, бәхитлик яшайсиләр шунда, Меңиңлар әқиллиқ йолида».
Prov UyCyr 9:7  Кимки тәнқит қилса мазақ қилғучиларни, учрар аһанәткә, Әйиплисә яманларни қалар һақарәткә.
Prov UyCyr 9:8  Әйиплимә мазақ қилғучиларни, болмиса саңа өч болуп қалар, Гәр әйиплисәң даналарни, сөйәр сени улар.
Prov UyCyr 9:9  Тәлим бәрсәң данаға, көпийәр униң әқли, Үгәтсәң һәққаний адәмгә, ашар униң билими.
Prov UyCyr 9:10  Пәрвәрдигардин әйминиш даналиқниң башлинишидур. Бирдин-бир Муқәддәс Болғучини билишниң өзи әқил-идрәктур.
Prov UyCyr 9:11  Маңа әгәшсәң, өмрүң узун болар. Йешиңға яш қошулар.
Prov UyCyr 9:12  Дана болсаң, өзәң көрисән пайдисини, Мазақ қилсаң, өзәң тартисән зийинини.
Prov UyCyr 9:13  Наданлиқ охшар валақтәккүр вә һечнемигә қаримайдиған парасәтсиз хотунға,
Prov UyCyr 9:14  Олтирип у өйиниң ишиги алдида, Шәһәрниң әң егиз җайида,
Prov UyCyr 9:15  Йенидин өтүп, түз йолда кетиватқанларға вақириди:
Prov UyCyr 9:16  «Әй саддилар, бу йәргә келиңлар!» дәп чақирди, Әқилсизләргә һәм мундақ ейтти:
Prov UyCyr 9:17  «Оғрилап ичкән су татлиқтур, Йошуруп йегән нан тәмликтур».
Prov UyCyr 9:18  Бирақ билмәс аңлиғучилар у йәрниң әрвалар макани екәнлигини, Өйигә чақирилғанларниң гөргә кирип болғанлиғини.
Chapter 10
Prov UyCyr 10:1  Сулайман падишаниң пәнд-нәсиһәтлири: Дана оғул шатландурар атисини, Надан оғул қайғуға салар анисини.
Prov UyCyr 10:2  Пайда бәрмәс һарам байлиқ, Өлүмдин қутулдурар һәққанийлиқ.
Prov UyCyr 10:3  Ач қоймас Худа һәққанийларни, Әмәлгә ашурмас яманларниң арзусини.
Prov UyCyr 10:4  Намрат болар қол қоштуруп олтарғанлар, Байлиқ кәлтүрәр өз қоли билән ишчанлар.
Prov UyCyr 10:5  Әқил-идрәклик оғулдур һосулни вақтида жиққан, Уятқа қалдуридиған оғулдур ома мәзгилидә ухлиған.
Prov UyCyr 10:6  Бәрикәт һәққанийларниң бешиға яғар, Зораванлиғини яманларниң сөзлири йошурар.
Prov UyCyr 10:7  Һәққанийлар мубарәк әслимиләр қалдурар. Яманларниң нами тезла унтулуп қалар.
Prov UyCyr 10:8  Қәлбидә даналиқ болған нәсиһәтни қобул қилар, Ахмақларчә сөзлигән балаға қалар.
Prov UyCyr 10:9  Дурус йолда маңғанниң қәдими бехәтәрдур, Әгри йолда жүргәнниң қуйруғи бир тутамдур.
Prov UyCyr 10:10  Ғәрәзлик көз қисқан ғәм-қайғуни кәлтүрүп чиқирар, Ахмақларчә сөзлигән балаға қалар.
Prov UyCyr 10:11  Һаятлиқ булиғидур һәққанийниң сөзи, Йошурар зораванлиғини яманларниң тили.
Prov UyCyr 10:12  Өчмәнлик җедәл-маҗра қозғар, Меһир-муһәббәт барлиқ гуналарни япар.
Prov UyCyr 10:13  Әқиллиқниң ләвлиридин даналиқ тамар, Әқилсизниң дүмбисигә таяқ тәйяр турар.
Prov UyCyr 10:14  Даналар билимини ичидә сақлар, Ахмақниң тили һалакәт чақирар.
Prov UyCyr 10:15  Байларниң мәзмут қорғинидур өз байлиғи. Намратларниң һалакитидур өз йоқсузлуғи.
Prov UyCyr 10:16  Һаятлиқтур һәққанийниң еришкини, Гунадур яманларниң тапқини.
Prov UyCyr 10:17  Тәрбийини қобул қилғучи һаятлиқ йолидидур, Тәнқитни рәт қилғучи йолдин азған кишидур.
Prov UyCyr 10:18  Өчмәнлигини йошурғучиниң сөзи ялған. Ахмақтур башқиларға төһмәт чаплиған.
Prov UyCyr 10:19  Гунадин хали болмас көп сөзләйдиған, Данадур тилини тартқан.
Prov UyCyr 10:20  Сап күмүчтур һәққанийниң ләвзи, Әрзимәстур яманларниң көңли.
Prov UyCyr 10:21  Һәққанийниң сөзи көпкә озуқ болар, Ахмақлар әқилсизлигидин һалак болар.
Prov UyCyr 10:22  Байлиқ кәлтүрәр Пәрвәрдигарниң бәрикити, Қошмас бу байлиққа дәрт-әләмни.
Prov UyCyr 10:23  Һөзүрлинәр әқилсиз яманлиқ қилғинидин, Зоқлинар әқиллиқ даналиқ ишидин.
Prov UyCyr 10:24  Яманниң қорққини униң бешиға чүшәр, Һәққанийларниң арзуси әмәлгә ашар.
Prov UyCyr 10:25  Қуюндин кейин яман адәм йоқилар, Һәққаний адәм мәңгүлүк һулдәк мәзмут қалар.
Prov UyCyr 10:26  Сиркә чишни, түтүн көзни ечиштурар, Һорун өзини ишқа салғучини аварә қилар.
Prov UyCyr 10:27  Узартар Пәрвәрдигардин әйминиш өмүрни, Қисқа болар яманларниң өмри.
Prov UyCyr 10:28  Шатлиқ елип келәр һәққанийларниң үмүти, Йоққа чиқар яманларниң күткини.
Prov UyCyr 10:29  Пәрвәрдигарниң йоли дуруслар үчүн башпанадур, Яманлиқ қилғучилар үчүн һалакәттур.
Prov UyCyr 10:30  Мустәһкәм турар һәққаний адәм өз орнида, Узун туралмас яманлар зиминда.
Prov UyCyr 10:31  Һәққанийниң ағзидин даналиқ төкүләр, Ялған сөзләйдиған тил кесиләр.
Prov UyCyr 10:32  Һәққанийниң сөзи кишиләргә яқар, Яманларниң ағзидин қувлуқ-шумлуқ чиқар.
Chapter 11
Prov UyCyr 11:1  Пәрвәрдигар жиркинәр һелигәрниң таразисидин, Хурсән болар һәққанийниң тараза тешидин.
Prov UyCyr 11:2  Тәкәббурлуқ кәйнидин келәр шәрмәндилик, Һәмра болар кәмтарлиққа даналиқ.
Prov UyCyr 11:3  Йетәкләр дурусларни пак диллиғи, Вәйран қилар алдамчиларни өз һелигәрлиги.
Prov UyCyr 11:4  Мал-дунияниң пайдиси болмас Худа ғәзәпкә кәлгән күни, Һәққанийлиқ болса өлүмдин қутқузар адәмни.
Prov UyCyr 11:5  Пак диллиқ кишиниң һәққанийлиғи униң йолини очуқ қилар, Яман адәм өз яманлиғидин жиқилар.
Prov UyCyr 11:6  Дурусларни һәққанийлиғи қутқузар, Сатқунлар өз нәпсидин тутулар.
Prov UyCyr 11:7  Өлсә яман адәм арзуси йоққа чиқар, Бай болуш үмүти бекар болар.
Prov UyCyr 11:8  Һәққаний киши бала-қазадин қутулдурулар, Яман адәм әксичә бала-қазаға дучар болар.
Prov UyCyr 11:9  Худасизлар йеқинини тили билән һалак қилар, Һәққанийлар билими билән қутқузулар.
Prov UyCyr 11:10  Әл-жут шат болар, һәққанийлар ронақ тапса, Тәнтәнә қилар, яманлар һалак болса.
Prov UyCyr 11:11  Әл-жут гүлләп яшнар дурусларниң бәрикәт тиләшлиридин, Харап болар яманларниң тилидин.
Prov UyCyr 11:12  Әқилсиз камситар йеқинини, Сүкүт қилар әқил егиси.
Prov UyCyr 11:13  Чеқимчи ашкарилар мәхпийәтликни, Ишәнчлик киши чиң сақлар сирни.
Prov UyCyr 11:14  Әл вәйран болар мәслиһәтсиз болса, Ғалибә қилар мәслиһәтчиләр көп болса.
Prov UyCyr 11:15  Көп зиян тартар ятқа кепил болғучи, Аман болар кепилликтин баш тартқучи.
Prov UyCyr 11:16  Сазавәр болар мулайим аял һөрмәткә, Пәқәт егә болар зораванлар байлиққа.
Prov UyCyr 11:17  Кәлтүрәр рәһимдил өзигә пайда, Учритар рәһимсиз өзини зиянға.
Prov UyCyr 11:18  Бекар болар яманларниң тапқини. Чоқум мукапат алар һәққанийлиқ уруғини чачқучи.
Prov UyCyr 11:19  Һаятлиққа еришәр чин һәққаний киши, Өлүмгә йүзлинәр яманлиқни қоғлашқучи.
Prov UyCyr 11:20  Пәрвәрдигар жиркинәр көңли әгриләрдин, Хурсән болар йоли дуруслардин.
Prov UyCyr 11:21  Сөзсизки, яманлар чоқум җазалинар, Һәққанийларниң әвлади қутқузулар.
Prov UyCyr 11:22  Һөсни бар, әқли йоқ хотун охшар, Чошқа тумшуғиға есилған алтун һалқиға.
Prov UyCyr 11:23  Яхшилиққа башлар һәққанийларниң арзуси, Ғәзәп-нәпрәттә қалдурар яманларниң күткини.
Prov UyCyr 11:24  Бири мәрт болуп, байлиғи йәнила ашар, Йәнә бири бехил болуп, әксичә намратлишар.
Prov UyCyr 11:25  Ронақ тапар мәртләр, Су бәргәнләргә су бериләр.
Prov UyCyr 11:26  Қалар ашлиқни вақтида сатмиғанлар хәлиқниң ләнитигә, Бәрикәт тилинәр ашлиқни вақтида сетип бәргәнләргә.
Prov UyCyr 11:27  Яхшилиқ қилишқа интилгүчи көрәр яхшилиқ, Яманлиқ қилишни көзлигүчигә келәр яманлиқ.
Prov UyCyr 11:28  Жиқилип чүшәр мал-дуниясиға таянғанлар, Әтиязниң бихидәк көкләр һәққанийлар.
Prov UyCyr 11:29  Мирас алалмас өйидикиләргә бала-қаза кәлтүргүчи, Дананиң чакири болуп қалар әқилсиз киши.
Prov UyCyr 11:30  Һаятлиқ дәриғидур һәққанийниң мевиси, Әқилдур кишиләрниң қәлбини утқучи.
Prov UyCyr 11:31  Хаталиқлири үчүн бу дунияда җазаланған турса һәққанийлар, Яманлар билән гунакарларниң ақивити немә болар?
Chapter 12
Prov UyCyr 12:1  Тәрбийини сөйгән билимни сөйгүчидур. Тәнқитни өч көргән әқилсиздур.
Prov UyCyr 12:2  Яхши адәм Пәрвәрдигарниң шапаитигә муйәссәр болар, Нийити бузуқ адәмни Пәрвәрдигар җазаға һөкүм қилар.
Prov UyCyr 12:3  Адәм яманлиқ қилип аман болмас, Һәққанийларниң йилтизи қомурулмас.
Prov UyCyr 12:4  Пәзиләтлик аял ериниң таҗидур, Шәрмәндә хотун ериниң күчини хоратқучидур.
Prov UyCyr 12:5  Һәққанийларниң ойлири адиллиқтур, Яманларниң мәслиһити һелигәрликтур.
Prov UyCyr 12:6  Қан төкидиған қапқандур яманларниң тили, Адәмни қапқандин қутқузар һәққанийларниң сөзи.
Prov UyCyr 12:7  Яманлар вәйран қилинип йоқилар, Һәққанийларниң өйи мәзмут турар.
Prov UyCyr 12:8  Әқил-идригигә қарап адәм махташқа сазавәр болар, Әгри ой-пикирлик киши көзгә илинмай қалар.
Prov UyCyr 12:9  Етиварсиз қаралсиму чакар яллиған киши, Өзини чоң тутуп нанға зар болғучидин яхши.
Prov UyCyr 12:10  Һәққаний адәм өз мал-варинини асримай қалмас, Яман адәмниң «рәһимдиллиги» залимлиқтур халас.
Prov UyCyr 12:11  Йеригә ишлигәнниң қосиғи тоқ. Қуруқ хиял сүргәнниң әқли йоқ.
Prov UyCyr 12:12  Көз қизартар гунакарниң олҗисиға яманлар, Йилтиз тартип мевә берәр һәққанийлар.
Prov UyCyr 12:13  Яман киши өз ағзиниң гунайидин тутулар, Һәққаний адәм мүшкүллүктин қутулар.
Prov UyCyr 12:14  Адәм яхши сөзи билән яхшилиқ тапар, Әмгиги билән мукапатқа сазавәр болар.
Prov UyCyr 12:15  Ахмақниң йоли өз нәзиридә тоғридур, Нәсиһәткә қулақ салғучи данадур.
Prov UyCyr 12:16  Тезла билинәр кәлсә ахмақниң аччиғи, Һақарәткә учриғанда зерәк чандурмас инкасини.
Prov UyCyr 12:17  Билдүрәр һәқ сөзлигүчи адиллиқни, Ялған гувалиқ бәргүчи сахтилиқни.
Prov UyCyr 12:18  Ойлимайла қилған сөз қиличтәк тиқилар, Даналарниң сөзи дава болар.
Prov UyCyr 12:19  Раст гәп мәңгү пут тирәп турар, Ялған гәп бирдәмлик болар.
Prov UyCyr 12:20  Яман нийәтлик кишиниң көңлидә һелигәрлик болар. Теч-аманлиқни дәвәт қилғучилар хошаллиқ тапар.
Prov UyCyr 12:21  Һәққаний адәмниң бешиға һеч бала-қаза чүшмәс, Яманлар бәхитсизликтин қутулалмас.
Prov UyCyr 12:22  Пәрвәрдигар жиркинәр ялған сөзләрдин, Хурсән болар сөз-һәрикити сәмимий болғанлардин.
Prov UyCyr 12:23  Билиндурмәс зерәкләр өз билимини, Ашкарилар ахмақлар өзиниң наданлиғини.
Prov UyCyr 12:24  Тиришчан қол һоқуқ тутар, Һорун қуллуққа тутулар.
Prov UyCyr 12:25  Мүкчәйтәр ғәм-әндишә кишини, Хуш қилар бир еғиз яхши сөз адәмни.
Prov UyCyr 12:26  Һәққанийлар йеқиниға йол көрситәр, Яманларниң йоли өзлирини аздурар.
Prov UyCyr 12:27  Һорун һәтта еринәр пиширишқа олиған они, Тиришчанлиқ болса адәмниң қиммәтлик байлиғи.
Prov UyCyr 12:28  Һәққанийларниң йолида һаятлиқ бардур, Бу йол өлүмгә йетәклимәйдиған йолдур.
Chapter 13
Prov UyCyr 13:1  Дана оғул атисиниң тәрбийисигә көңүл қояр, Мәсқирә қилғучи тәнқиттин өзини тартар.
Prov UyCyr 13:2  Яхши адәм өз сөзидин яхшилиқ тапар, Хаинлар зораванлиқниң койида болар.
Prov UyCyr 13:3  Ағзи чиң җенини сақлап қалар, Ағзи иштик һалакәткә йүз тутар.
Prov UyCyr 13:4  Еришәлмәс һорунлар көңли халиған һәрқандақ нәрсигә, Еришәр тиришчанлар барлиқ арзусиға.
Prov UyCyr 13:5  Ялғанчилиқтин жиркинәр һәққанийлар, Уятсизлиқ қилип шәрмәндә болар яманлар.
Prov UyCyr 13:6  Адиллиқ қоғдар һәққанийни, Яманлиқ жиқитар гунакарни.
Prov UyCyr 13:7  Бәзиләр бай көрситәр өзини, лекин бу қуруқ сөләттур, Бәзиләр йоқсул көрситәр өзини, амма чоң байлардур.
Prov UyCyr 13:8  Байлиқ байниң җениға төләм болар. Йоқсул қорқутуштин хали болар.
Prov UyCyr 13:9  Парлап турар һәққанийниң нури, Өчүрүләр яманниң чириғи.
Prov UyCyr 13:10  Чиқар пәқәт җедәл-маҗра тәкәббурлуқтин, Тепилар даналиқ нәсиһәт аңлайдиғанлардин.
Prov UyCyr 13:11  Асан еришкән байлиқ бәрикәтсиз болар, Әмгәк қилип тапқини бәрикәтлик болар.
Prov UyCyr 13:12  Узаққа созулған үмүт көңүлни йерим қилар, Арзусиға йәтмәк худди һаятлиқ дәриғигә еришкәндәк болар.
Prov UyCyr 13:13  Худаниң сөзигә сәл қариғучи өзигә һалакәт кәлтүрәр, Униң әмирлиригә әмәл қилған мукапатқа еришәр.
Prov UyCyr 13:14  Һаятлиқ булиғидур даналарниң тәлими, У әҗәл қапқинидин халас қилиду адәмни.
Prov UyCyr 13:15  Әқил-идрәк шәпқәт тапқузар, Хаинниң йоли мәшәқәтлик болар.
Prov UyCyr 13:16  Зерәк билимигә тайинип иш қилар, Әқилсиз өз наданлиғини ашкарилар.
Prov UyCyr 13:17  Дучар болар балаға яман әлчи, Елип келәр шипалиқ садиқ әлчи.
Prov UyCyr 13:18  Тәрбийини рәт қилғучи намратлишип уятқа қалар, Тәнқит қобул қилғучи иззәткә егә болар.
Prov UyCyr 13:19  Әмәлгә ашқан арзу шериндур кишигә, Яманлиғини ташлаш жиркиничликтур әқилсизгә.
Prov UyCyr 13:20  Даналар билән биллә жүргән дана болар, Әқилсизләргә һәмра болған зиянға учрар.
Prov UyCyr 13:21  Гунакарларниң кәйнидин бала-қаза қоғлишар, Һәққанийлар яхши мукапат алар.
Prov UyCyr 13:22  Яхши адәм мирас қалдурар әвлатлириға, Гунакарларниң мал-дуниялири қалар һәққанийларға.
Prov UyCyr 13:23  Йоқсулниң боз йери терилиши билән мол һосул берәр, Бирақ адаләтсизлик түпәйлидин тартивелинар.
Prov UyCyr 13:24  Оғлидин таяқни айиса, уни өч көргәнлик болар, Оғлини сөйсә, дәл вақтида униңға тәрбийә қилар.
Prov UyCyr 13:25  Һәққаний адәм тойғичә ғизалинар, Яманниң қосиғи ачлиқта тартишар.
Chapter 14
Prov UyCyr 14:1  Дана аял аилисини ронақ тапқузар, Ахмақ аял өз қоли билән аилисини бузар.
Prov UyCyr 14:2  Пәрвәрдигардин әйминәр тоғра йолда маңғучи, Көзгә илмас Уни әгри йолда жүргүчи.
Prov UyCyr 14:3  Тоқмақ болар өзигә ахмақниң тәкәббур ағзи, Өзини қоғдар әқиллиқниң тили.
Prov UyCyr 14:4  Өкүзүң болмиғанда оқур қуруқ турар, Лекин өкүзниң күчи билән мол һосул болар.
Prov UyCyr 14:5  Ағзидин ялған сөз чиқмас садиқ гувачиниң, Тиниғидин ялғанчилиқ чиқип турар сахта гувачиниң.
Prov UyCyr 14:6  Мазақ қилғучиниң даналиқни издиши бекардур, Әқиллиққа билим елиш асандур.
Prov UyCyr 14:7  Нери тут өзәңни ахмақтин, Алалмайсән нә билим униң ләвзидин.
Prov UyCyr 14:8  Зерәкниң даналиғи өз йолини чүшәнгәнлигидә, Ахмақларниң әқилсизлиги алдамчилиқ қилишида.
Prov UyCyr 14:9  Мәсқирилик күләр ахмақлар гунаға, Кәңчилик болар һәққанийларниң арисида.
Prov UyCyr 14:10  Жүрәк өз дәрдини өзила билиду, Хошаллиғиғиму башқилар шерик болалмайду.
Prov UyCyr 14:11  Өйи вәйран болар яманниң, Гүлләп яшнар һәққанийниң.
Prov UyCyr 14:12  Бәзи йоллар тоғридәк көрүнәр кишигә, Лекин ахири елип барар өлүмгә.
Prov UyCyr 14:13  Бәзидә күлүп турсиму, азап жүрәкни ағритар, Хошаллиқ бәзидә ғәм-қайғу билән ахирлишар.
Prov UyCyr 14:14  Йолдин чиққанлар тегишлик җаза тартар. Яхши адәм яхшилиғидин мукапатлинар.
Prov UyCyr 14:15  Саддә киши ишинип кетәр һәммә гәпкә, Зерәк адәм ойлинар һәр қәдәмдә.
Prov UyCyr 14:16  Дана еһтиятчан болуп, яманлиқтин нери турар, Әқилсиз бәңваш болуп, бепәрвалиқ қилар.
Prov UyCyr 14:17  Мүҗәзи иштик адәм әхмиқанә иш қилар, Нийити бузуқ нәпрәткә қалар.
Prov UyCyr 14:18  Саддә адәмләргә ахмақлиқ мирас қалар, Зерәкләргә билим таҗа болуп тақилар.
Prov UyCyr 14:19  Баш егәр яманлар яхшиларниң алдида, Гунакарлар һәққанийниң дәрвазиси алдида.
Prov UyCyr 14:20  Намратқа йеқиниму өч болар һәтта, Дост тартидиғанлар көп болар байға.
Prov UyCyr 14:21  Йеқинини пәс көргән гунакардур, Һаҗәтмәнләргә рәһим қилған бәхитликтур.
Prov UyCyr 14:22  Бәрһәқ, яман нийәтлик йолдин адишар, Яхши нийәтлик муһәббәт вә садиқлиқни тапар.
Prov UyCyr 14:23  Келәр һәрбир әмгәктин пайда, Қалдурар қуруқ параң адәмни муһтаҗлиқта.
Prov UyCyr 14:24  Әқиллиқниң еришкән байлиғи униң шөһрәт таҗидур, Наданлиғидин ахмаққа пәқәт наданлиқ қалур.
Prov UyCyr 14:25  Қутқузар кишиләрниң һаятини чин гувалиқ бәргүчи, Хаинлиқ қилар тиниғидин ялғанчилиқ чиқип турғучи.
Prov UyCyr 14:26  Пәрвәрдигардин әймәнгүчиниң йөләнчүги бар, Униң балилириму һимайигә егә болар.
Prov UyCyr 14:27  Пәрвәрдигардин әйминиш булиғидур һаятлиқниң, Кишини хали қилар қапқинидин өлүмниң.
Prov UyCyr 14:28  Падишаниң шан-шәриви пухрасиниң көп болушидин, Һөкүмдарниң һалакити пухрасиниң йоқ болушидин.
Prov UyCyr 14:29  Әқил-идрәккә егә еғир-бесиқ киши, Ашкарилар ахмақлиғини чечилғақ киши.
Prov UyCyr 14:30  Тәнниң сағламлиғидур көңүл хатирҗәмлиги, Чиритар көрәлмәслик сүйәкни.
Prov UyCyr 14:31  Кәмбәғәлни әзгәнлик униң Яратқучисиға һақарәт кәлтүргәнликтур, Һаҗәтмәнгә шапаәт қилғанлиқ униң Яратқучисини улуқлиғанлиқтур.
Prov UyCyr 14:32  Яман яманлиғи түпәйлидин жиқилар, Һәққаний сәкратта ятқандиму башпанайиға өзини тапшурар.
Prov UyCyr 14:33  Алар даналиқ әқиллиқниң көңлидә чоңқур орунни, Билдүрәр ахмақларниң арисидиму өзини.
Prov UyCyr 14:34  Көтирәр һәққанийәт хәлиқниң абройини, Номусқа қалдурар гуна һәрқандақ әлни.
Prov UyCyr 14:35  Әқиллиқ әмәлдарға яғар падишаниң илтипати, Шәрмәндә әмәлдарға болса униң ғәзиви.
Chapter 15
Prov UyCyr 15:1  Мулайим җавап басар ғәзәпни, Қопал сөз қозғар аччиқни.
Prov UyCyr 15:2  Даналарниң сөзи билимгә җәлип қилар, Ахмақларниң ағзидин наданлиқ яғар.
Prov UyCyr 15:3  Һәр йәргә чүшәр Пәрвәрдигарниң нәзири, Күзитип турар у яхши-яманни.
Prov UyCyr 15:4  Һаятлиқ дәриғидур мулайим тил, Кишиниң роһини чүширәр һейлә-микирлик тил.
Prov UyCyr 15:5  Рәт қилар ахмақ атисиниң тәрбийисини, Зерәк болар тәнқиткә қулақ салғучи.
Prov UyCyr 15:6  Өйидә мол байлиқ болар һәққанийниң, Бала-қаза елип келәр тапқини яманниң.
Prov UyCyr 15:7  Билим тарқитар дананиң тили, Униңға охшимас әқилсизниң дили.
Prov UyCyr 15:8  Пәрвәрдигарға жиркиничликтур яманларниң қурванлиғи, Униң хурсәнлигидур адилларниң дуаси.
Prov UyCyr 15:9  Пәрвәрдигарға жиркиничликтур яманниң йоли, Яхши көрәр У һәққанийлиқни издигүчини.
Prov UyCyr 15:10  Дуч келәр қаттиқ җазаға тоғра йолни ташлиғучи, Һалак болар тәнқитни рәт қилғучи.
Prov UyCyr 15:11  Пәрвәрдигарға аян турса өлүкләр макани, Техиму аян болмасму инсанларниң дили?
Prov UyCyr 15:12  Мәсқирә қилғучи тәнқитни яқтурмас, Даналарниң алдиға у бармас.
Prov UyCyr 15:13  Көңүл шат болса, хуш чирай болар, Қәлб азапланса, роһи сунар.
Prov UyCyr 15:14  Тәшна болар билимгә әқиллиқниң жүриги, Қанаәт тапар наданлиқтин әқилсизниң ағзи.
Prov UyCyr 15:15  Кәмбәғәлниң һәрбир күни мәшәқәтликтур, Лекин у көңлини шат тутса дайим зияпәттә болғандәктур.
Prov UyCyr 15:16  Мол байлиғи билән тәшвиштә өткәндин, Әвзәлдур аз дуния билән әйминип өткән Пәрвәрдигардин.
Prov UyCyr 15:17  Өч-адавәт ичидә бодиған малниң гөшини йегәндин көрә, Әвзәлдур көктат йегән меһир-муһәббәт ичрә.
Prov UyCyr 15:18  Териккәк җедәл чиқирар, Сәвирчан талаш-тартишларни тиничландурар.
Prov UyCyr 15:19  Һорунниң йоли гоя тикәнлик чатқаллиқтур, Дурусниң йоли болса түз йолдур.
Prov UyCyr 15:20  Шатландурар әқиллиқ оғул атисини, Камситар әқилсиз анисини.
Prov UyCyr 15:21  Ахмақлиғи билән хуш болар әқли йоқлар, Тоғра иш көрәр әқил-идрәкликләр.
Prov UyCyr 15:22  Планлар мәғлуп болар мәслиһәт болмиғанда, Муваппәқийәтлик болар мәслиһәтчи көп болғанда.
Prov UyCyr 15:23  Җайида берилгән җавап кишини хуш қилур, Дәл вақтида қилған сөз нәқәдәр яхшидур!
Prov UyCyr 15:24  Данаға узун өмүр беғишлар һаятлиқ йоли, Өлүкләр маканидин жирақлаштурар уни.
Prov UyCyr 15:25  Пәрвәрдигар вәйран қилар тәкәббурниң өйини, Сақлап қалар тул хотунниң өй-зиминини.
Prov UyCyr 15:26  Пәрвәрдигарға жиркиничликтур яманларниң ой-пикри, Сап билинәр ақ көңүлниң йеқимлиқ сөзлири.
Prov UyCyr 15:27  Ачкөз киши өз аилисигә бала-қаза кәлтүрәр, Парихорлуқтин нәпрәтләнгүчи узақ өмүр көрәр.
Prov UyCyr 15:28  Һәққаний адәм өзини чағлап сөзләр, Яман адәмниң ағзидин шумлуқ төкүләр.
Prov UyCyr 15:29  Пәрвәрдигар ямандин жирақ турар. Һәққанийниң дуасиға У қулақ салар.
Prov UyCyr 15:30  Хуш чирай көңүлни шатландурар, Хуш хәвәр устиханға әт қондурар.
Prov UyCyr 15:31  Һаятлиқ беридиған тәнқиткә қулақ салғанлар, Даналар арисида яшар.
Prov UyCyr 15:32  Тәрбийини рәт қилған өзини хар қилар, Тәнқиткә қулақ салған әқил тапар.
Prov UyCyr 15:33  Пәрвәрдигардин әйминиш адәмгә даналиқ үгитәр, Иззәт-һөрмәтниң алдида кичик пеиллиқ жүрәр.
Chapter 16
Prov UyCyr 16:1  Көңүлдики ой-пикирләр инсандиндур, Униң тоғра җавап бериши Худаниң илһамидиндур.
Prov UyCyr 16:2  Инсан пак дәп биләр өзиниң қилған һәммә ишини, Лекин Пәрвәрдигар чағлап көрәр адәмниң нийитини.
Prov UyCyr 16:3  Тапшур қилмақчи болған ишлириңни Пәрвәрдигарға, Нәтиҗилик болар планлириң шунда.
Prov UyCyr 16:4  Пәрвәрдигар барлиқ мәвҗудатни мәхсәтлик орунлаштурғандур, Һәтта яманларни балаю-апәт күнигә қалдурғандур.
Prov UyCyr 16:5  Пәрвәрдигарға жиркиничликтур тәкәббурлар, Муқәррәрки, җазасиз қалмас улар.
Prov UyCyr 16:6  Өзгәрмәс муһәббәт билән гуна кәчүрүм қилинар, Пәрвәрдигардин әйминиш адәмләрни яманлиқтин хали қилар.
Prov UyCyr 16:7  Пәрвәрдигарни хурсән қилса адәмниң тутқан йоли, Пәрвәрдигар һәтта яраштурар дүшмәнлири билән уни.
Prov UyCyr 16:8  Мол байлиқни тапқандин адаләтсизлик билән, Әвзәлдур аз тапқан һәққанийлиқ билән.
Prov UyCyr 16:9  Инсан өз йоли үчүн план түзәр көңлидә, Амма Пәрвәрдигар қарар қилар униң қәдимигә.
Prov UyCyr 16:10  Пәрвәрдигарниң илһами бар падишаниң қарарида, Адаләтсизлик чиқмас униң ағзидин һөкүм чиқарғинида.
Prov UyCyr 16:11  Адил тараза-мизанлар Худаға хастур, Тараза ташлириниң һәммиси Униң иҗадидур.
Prov UyCyr 16:12  Падишаниң яманлиқ қилиши өзи үчүн жиркиничликтур, Чүнки тәхтниң мәзмут туруши һәққанийәт биләндур.
Prov UyCyr 16:13  Хурсән қилар тоғра сөз падишани, Сөйәр у һәқ сөзлигәнләрни.
Prov UyCyr 16:14  Өлүмниң әлчисидур падишаниң ғәзиви, Бирақ қайтурар дана киши униң ғәзивини.
Prov UyCyr 16:15  Һаят қелишқа нишандур падишаниң тәбәссүми, Гоя баһардики ямғурдәктур униң шәпқити.
Prov UyCyr 16:16  Даналиққа еришиш алтунға еришиштин көп әвзәлдур, Әқил-идрәкликни таллаш күмүчни таллаштин әладур.
Prov UyCyr 16:17  Тоғра адәмниң түз йоли яманлиқтин жирақтур, Йолиға еһтият қилишниң өзи җенини сақлап қелиштур.
Prov UyCyr 16:18  Авал келәр тәкәббурлуқ һалакәттин, Һакавурлуқ жиқилиштин.
Prov UyCyr 16:19  Тәкәббурлар билән һарам олҗа бөлүшкәндин көрә, Яшаш әвзәлдур кәмтар болуп езилгәнләр билән биллә.
Prov UyCyr 16:20  Ронақ тапар Пәрвәрдигарниң сөзигә көңүл қойғанлар, Бәхитлик болар ишәнчини Пәрвәрдигарға бағлиғанлар.
Prov UyCyr 16:21  Көңлигә даналиқ орниғучи парасәтлик дәп атилар, Йеқимлиқ сөзләр техиму қайил қиларлиқ болар.
Prov UyCyr 16:22  Әқил-идрәк өз егиси үчүн һаят булиғидур, Ахмақниң өз ахмақлиғи елип келидиғини җазадур.
Prov UyCyr 16:23  Дананиң қәлбидики даналиқ униң ағзидин чиқар, Сөзлири техиму қайил қиларлиқ болар.
Prov UyCyr 16:24  Йеқимлиқ сөзләр гоя һәсәлдур, Җанға раһәт, тәнгә шипадур.
Prov UyCyr 16:25  Бәзи йоллар тоғридәк көрүнәр кишигә, Лекин ахири елип барар өлүмгә.
Prov UyCyr 16:26  Әмгәкчиниң иштийи уни тутар әмгәккә, Ач қарни мәҗбурлар ишләшкә.
Prov UyCyr 16:27  Қозғар яманлиқни нийити яман киши, Охшар лавулдап турған отқа униң зувани.
Prov UyCyr 16:28  Җедәл-маҗрани кәңәйтәр һелигәрниң сөзи, Бир-биридин айриветәр ғевәт йеқин достларни.
Prov UyCyr 16:29  Езиқтурар зораван киши өз йеқинини, Башлар яман йолда меңишқа уни.
Prov UyCyr 16:30  Көз қисиш билән шумлуқ ойлар, Левини чиң жумуш билән яманлиқни әмәлгә ашурар.
Prov UyCyr 16:31  Һәққанийәт йолида ақарған чач һөрмәт таҗидур.
Prov UyCyr 16:32  Әвзәлдур сәвирчан адәм батурдин, Өзини тутувелиш шәһәр алғандин.
Prov UyCyr 16:33  Чәк етәккә ташланғини билән, Һөкүм қилиш Пәрвәрдигардиндур.
Chapter 17
Prov UyCyr 17:1  Җедәл-маҗралиқ өйдики мол дәстихандин көрә, Бир бурда қуруқ нан әвзәлдур тинич-хатирҗәмликтә.
Prov UyCyr 17:2  Әқиллиқ хизмәткар ғоҗайининиң йүзини төкидиған оғлини башқурар, Униң оғуллири қатарида охшаш мирас алар.
Prov UyCyr 17:3  Алтун-күмүч отта тавлинар, Адәмниң қәлбини Пәрвәрдигар синар.
Prov UyCyr 17:4  Көңүл қояр яман сөзгә яманлиқ қилғучи, Қулақ салар ғевәт-шикайәткә ялғанчи.
Prov UyCyr 17:5  Кәмбәғәлни мазақ қилған һақарәт кәлтүрәр Яратқучисиға, Башқиларниң бәхитсизлигигә шатланған чоқум дуч келәр җазаға.
Prov UyCyr 17:6  Таҗидур нәвриләр мойсүпәтләрниң, Пәхридур ата-анилар пәрзәнтләрниң.
Prov UyCyr 17:7  Натиқлиқ ахмаққа ярашмас, Ялған сөз мөтивәргә һеч қамлашмас.
Prov UyCyr 17:8  Пара бир тумардур уни бәргүчиниң нәзиридә, Нәгила барса у еришидиғандәк муваппәқийәткә.
Prov UyCyr 17:9  Муһәббәтни чиңайтар гунани кәчүргүчи, Йеқин достидин айрилар кона хаманни сориғучи.
Prov UyCyr 17:10  Берилгән бир еғиз тәнқит данаға, Үнүмлүк болар урулған йүз таяқтин наданға.
Prov UyCyr 17:11  Көзләр яман пәқәт исиян көтиришни, Шуңа әвәтиләр униңға рәһимсиз әлчи.
Prov UyCyr 17:12  Учрап қалғандин әқилсизниң ахмақлиқ қилишиға, Яхширақтур учрап қелиш күчүклиридин айрилған ейиққа.
Prov UyCyr 17:13  Кимки яхшилиққа қилса яманлиқ, Өйидин кәтмәс яманлиқ.
Prov UyCyr 17:14  Тосмидики су ташқандәктур җедәлниң башлиниши, Шуңа җедәл овҗиға чиқиштин авал тохтат уни.
Prov UyCyr 17:15  Яманни ақлиғанлиқ билән һәққанийни қарилиғанлиқ, Һәр иккиси Пәрвәрдигарға жиркиничлик.
Prov UyCyr 17:16  Пулниң немә пайдиси ахмақниң қолидики? Сетивалаламду даналиқни? Пәқәт йоқ униңға еришиш нийити.
Prov UyCyr 17:17  Дост саңа меһир-муһәббәт көрситәр һәрқачан, Қериндаш еғир күнләрдә ярдәмдә болушқа туғулған.
Prov UyCyr 17:18  Қол берип әқилсиз киши кепил болар өзгигә.
Prov UyCyr 17:19  Гуна қилишқа амрақтур җедәлхор киши, Өз босуғисини егиз қилған жиқилар өзи.
Prov UyCyr 17:20  Көрмәс яхшилиқ нийити яман, Тартар һейлә-микирлик тил зиян.
Prov UyCyr 17:21  Ахмақниң атиси болуш қайғулуқтур, Наданниң атисиниң хошаллиғи йоқтур.
Prov UyCyr 17:22  Шат көңүл шипадәк бәхитлик қилар, Роһи сунуқлуқ иликни қурутар.
Prov UyCyr 17:23  Пара алар йәң ичидә бузулған киши, Шунда бурмилар адаләт йолини.
Prov UyCyr 17:24  Даналиқ турар әқиллиқниң көз алдида, Әқилсиз хиялий қарар төрт әтрапқа.
Prov UyCyr 17:25  Азапқа салар әқилсиз оғул атисини, Дәрт-әләмгә қояр анисини.
Prov UyCyr 17:26  Натоғридур һәққанийларға җәриманә қоюш, Адаләтни қоллиғини үчүн әмәлдарларни уруш.
Prov UyCyr 17:27  Билимлик киши кам сөз болар, Әқил-идрәклик адәм еғир-бесиқ келәр.
Prov UyCyr 17:28  Һәтта ахмақму җим турувалса әқиллиқ һесаплинар, Ағзини жумувалса парасәтлик көрүнәр.
Chapter 18
Prov UyCyr 18:1  Топтин айрилған ойлар һаман өзинила, Қарши чиқар у һәрқандақ даналиққа.
Prov UyCyr 18:2  Ахмақ қизиқмас әқил-идрәккә, Пәқәт қизиқар ой-пикирлирини ейтишқа.
Prov UyCyr 18:3  Тәң келәр яман киши нәпрәт билән, Номус иза-аһанәт билән.
Prov UyCyr 18:4  Адәмниң ағзидин чиққан сөзләр охшар чоңқур суға, Даналиқ охшар булдуқлап турған булаққа.
Prov UyCyr 18:5  Яманға ян бесип һөкүмдә, Һәққанийни наһәқчилиққа учритиш натоғра әлвәттә.
Prov UyCyr 18:6  Җедәл чиқирар әқилсизниң тили, Өзини таяққа тутуп берәр униң ағзи.
Prov UyCyr 18:7  Әқилсизниң ағзи өзигә баладур. Униң тили өз җениға қапқандур.
Prov UyCyr 18:8  Охшар ғевәт мәзилик тамаққа, Сиңип кетәр тәнгә тезла.
Prov UyCyr 18:9  Кимки һорун болса өз ишида, Қериндаш болур бузғунчиға.
Prov UyCyr 18:10  Мәзмут қорғандәктур Пәрвәрдигарниң нами, Аман болур һәққанийлар пана тартип уни.
Prov UyCyr 18:11  Байниң байлиғи гоя униң мәзмут қорғинидур, Униң хиялида у егиз сепилдәктур.
Prov UyCyr 18:12  Һалакәттин илгири адәмниң жүригидә болур тәкәббурлуқ. Иззәт-һөрмәттин илгири жүрәр кичик пеиллиқ.
Prov UyCyr 18:13  Сөзни ахириғичә аңлимай туруп җавап бәргән киши, Чандуруп ахмақлиғини, қалдурар хиҗаләттә өзини.
Prov UyCyr 18:14  Адәм роһи билән бәрдашлиқ берәр ағриқ азавиға, Бирақ кимму чидалар роһи сунуқлуққа?
Prov UyCyr 18:15  Билим алар әқиллиқниң қәлби, Билимгә тәлпүнәр дананиң өзи.
Prov UyCyr 18:16  Соғат ачар кишигә асанлиқ ишигини, Башлап барар чоң әрбапларниң алдиға уни.
Prov UyCyr 18:17  Һәқ билинәр авал сөзлигүчиниң сөзи давада, Қарши тәрәп келип соал қоюп тәкшүргичә униңға.
Prov UyCyr 18:18  Чәк ташлаш арқилиқ түгәткили болар җаңҗални, Йоқатқили болар мөтивәрләр арисидики талаш-тартишларни.
Prov UyCyr 18:19  Рәнҗигән қериндишиға йеқинлишиш қийин кириштинму мәзмут қорғанға, Арисидики җедәл-маҗра охшар қорғанниң төмүр решеткилириға.
Prov UyCyr 18:20  Дана сөз худди есил тамақтәк кишини мәмнун қилар, Тоғра сөз көңүлгә яқар.
Prov UyCyr 18:21  Һаят-мамат тилниң илкидә болар, Уни сөйгән униң мевисидин һосул алар.
Prov UyCyr 18:22  Яхши хотун алған киши яхшилиқ тапқан болар, У Пәрвәрдигарниң мәрһәмитигә егә болар.
Prov UyCyr 18:23  Кәмбәғәл ялвуруп сөзләр, Бай болса қопал җавап берәр.
Prov UyCyr 18:24  Бәзи достлар өз ара бир-бирини харап қилар, Лекин қериндаштинму йеқин дост болар.
Chapter 19
Prov UyCyr 19:1  Дурус йолда маңған кәмбәғәл киши, Һейлә-микир билән сөзләйдиған ахмақтин яхши.
Prov UyCyr 19:2  Билмәй туруп қизғинлиқ қилиш яхши әмәс, Алдираңғулуқ билән иш қилған нишанға йәтмәс.
Prov UyCyr 19:3  Адәмниң наданлиғи һаят йолини набут қилар, У көңлидә йәнила Пәрвәрдигардин хапа болар.
Prov UyCyr 19:4  Байлиқ достни көпәйтәр, Кәмбәғәл бар достидинму айрилип қалар.
Prov UyCyr 19:5  Сахта гувалиқ бәргүчи җазаланмай қалмас, Ялған ейтқучиму қечип қутулалмас.
Prov UyCyr 19:6  Көп кишиләр мәрт адәмдин илтипат күтәр. Һәммә киши соғат бәргүчини дост тартар.
Prov UyCyr 19:7  Жиркинәр кәмбәғәлдин қериндашлириму, жирақлишар достлири техиму, Бекардур уларниң арқисидин у ялвуруп барсиму.
Prov UyCyr 19:8  Даналиққа еришиш өзини сөйгәнликтур, Әқил-идрәклик болуш бәхит тапқанлиқтур.
Prov UyCyr 19:9  Җазаланмай қалмас сахта гувалиқ бәргүчи, Һалакәттин қутулалмас ялған ейтқучи.
Prov UyCyr 19:10  Һашамәтлик турмуш ахмаққа ярашмас, Қулниң һөкүмдарлар үстидин һөкүм сүрүши техиму қамлашмас.
Prov UyCyr 19:11  Әқил-идрәклик киши аччиқланмас асанлиқчә, Башқиларниң гунайини кәчүрүши шөһрәт кәлтүрәр өзигә.
Prov UyCyr 19:12  Ширниң һөкиришигә охшаштур падишаниң ғәзиви. От-чөпкә чүшкән шәбнәмдәктур униң шәпқити.
Prov UyCyr 19:13  Әқилсиз оғул атиси үчүн баладур, Хотунниң җедәллири торустин тамчилиған ямғурдәктур.
Prov UyCyr 19:14  Мирастур өй вә мал-мүлүк ата-бовидин, Әқил-идрәклик хотун Пәрвәрдигардин.
Prov UyCyr 19:15  Һорунлуқ кишини ғәпләт уйқусиға ғәриқ қилар, Бекар тәләп ачлиқниң дәрдини тартар.
Prov UyCyr 19:16  Пәрвәрдигарниң әмирлиригә әмәл қилған җенини сақлап қалар, Униң йолини камситқан адәм һалак болар.
Prov UyCyr 19:17  Намратқа ярдәм бериш Пәрвәрдигарға қәриз бәргән билән баравәр, Униң қилған шапаитини Пәрвәрдигар қайтурар.
Prov UyCyr 19:18  Пәрзәндиңгә бәр түзитиш тәрбийиси үмүт бар вақтида, Лекин ғәзивиң кәлгинидә уни набут қилма.
Prov UyCyr 19:19  Қаттиқ ғәзәплик киши өзигә җаза әкеләр, Қутқузсаң уни бир қетим йәнә қутқузмақ келәр.
Prov UyCyr 19:20  Аңла нәсиһәтни, қобул қил тәрбийини, Шундақ қилғиниңда дана болисән ахири.
Prov UyCyr 19:21  Кишиниң көңлидә план көптур, Лекин әмәлгә ашидиғини Пәрвәрдигарниң мәхситидур.
Prov UyCyr 19:22  Кишиниң хаһиши садиқлиқтур. Кәмбәғәл ялғанчидин әвзәлдур.
Prov UyCyr 19:23  Пәрвәрдигардин әйминиш ериштүрәр кишини һәқиқий һаятлиққа, У қанаәтлик яшап, учримас бала-қазаға.
Prov UyCyr 19:24  Созар һорун қачиға қолини, Лекин еринәр ағзиға селишқиму ғизани.
Prov UyCyr 19:25  Мазақчини ур, саддә униңдин ибрәт алар, Әқиллиққа түзитиш тәрбийиси бәр, у үгинивалар.
Prov UyCyr 19:26  Атисини хорлиған, анисини өйдин һайдиған оғул, Уларға уят һәм шәрмәндилик кәлтүргәндур.
Prov UyCyr 19:27  Әй оғлум, тохтатсаң нәсиһәт аңлашни, Қачурғиниңдур илим-һекмәттин өзәңни.
Prov UyCyr 19:28  Ялған гувачи мазақ қилар адаләтни, Яманниң ағзи ялмар явузлуқни.
Prov UyCyr 19:29  Тәйярдур мазақ қилғучиларға җаза, Әқилсизләрниң дүмбисигә қамча.
Chapter 20
Prov UyCyr 20:1  Шарап мәсқиричи, һарақ җедәл-маҗрачи, Әқилсиздур һәрбир һарақ-шарап ичип азғучи.
Prov UyCyr 20:2  Падишаниң ғәзиви ширниң һөкиришигә охшаштур, Униң аччиғини кәлтүрүш өзиниң җенини тавакәл қилғанлиқтур.
Prov UyCyr 20:3  Маҗрадин өзини тартиш иззәт кәлтүрәр кишигә, Һәрбир ахмақ тәйярдур арилишишқа җедәлгә.
Prov UyCyr 20:4  Һорун дехан өз пәслидә йәр һайдимас, Жиғим пәйти һечбир һосул алалмас.
Prov UyCyr 20:5  Чоңқур қудуқтики суға охшар адәмниң ой-пикри, Бирақ уни тартип алалар әқил-идрәклик киши.
Prov UyCyr 20:6  Өзини достқа садиқ дәйдиғанлар көп болар, Бирақ һәқиқий ишәнчлик бирини ким тапалар?
Prov UyCyr 20:7  Һәққаний адәм дурус йолда маңар, Униң әвлатлири бәхитлик болар!
Prov UyCyr 20:8  Падиша тәхтидә олтирип һөкүм чиқирар, Нәзәр селип һәммә яманни яхшидин айрар.
Prov UyCyr 20:9  Ким қәлбим пакланди, гунадин тазиландим дәп ейталар?
Prov UyCyr 20:10  Таразида вә өлчәмдә адил болмиғанда, Һәр иккиси жиркиничлик билинәр Пәрвәрдигарға.
Prov UyCyr 20:11  Аян қилар һәтта балиму қилиқлиридин өзини, Һәрикитидә паклиқ вә тоғрилиқниң бар яки йоқлуғини.
Prov UyCyr 20:12  Көридиған көзни, аңлайдиған қулақни, Пәрвәрдигар яратти һәр иккисини.
Prov UyCyr 20:13  Амрақ болма уйқуға, болмиса намратлиқта қалисән, Тиришсаң уйқуңни ечип, мол немәткә тойисән.
Prov UyCyr 20:14  Херидар баһа талишип «мал начар!» дәп зарлинар, Нерираққа берип «есил нәрсә алдим» дәп махтинар.
Prov UyCyr 20:15  Алтунму бар, ләәл-яқутларму көптур, Бирақ дана сөз болса тепилғусиз гөһәрдур!
Prov UyCyr 20:16  Натонушқа капаләт болған кишидин кепилгә тонини еливал, Ятқа кепил болғандин кепиллик ал.
Prov UyCyr 20:17  Алдап тапқан нан татлиқ болар, Бирақ кейин ағзиға шехил толар.
Prov UyCyr 20:18  План муқум болар мәслиһәт билән, Җәң қил ақиланә мәслиһәт билән.
Prov UyCyr 20:19  Питнихор ашкарилар сирни, Валақтәккүрдин қачур өзәңни.
Prov UyCyr 20:20  Кимки ата-анисини қарғиса, Өчәр униң чириғи түн қараңғусида.
Prov UyCyr 20:21  Асан еришкән мирас, Ахирида бәрикәтлик болмас.
Prov UyCyr 20:22  Яманлиқ қайтуримән демә яманлиққа, Пәрвәрдигарни күт, У ярдәм берәр саңа.
Prov UyCyr 20:23  Таразида сахтилиқ қилиш Пәрвәрдигарға жиркиничликтур. Сахта өлчәм яманлиқтур.
Prov UyCyr 20:24  Пәрвәрдигарниң ирадисидиндур инсанниң қәдәмлири, Шундақ екән, қандақ биләр инсан өз йолини?
Prov UyCyr 20:25  Йениклик билән «Худаға атиған һәдийә» дәп вәдә берип, Андин иккиләнгән киши өзи қилтаққа кетәр чүшүп.
Prov UyCyr 20:26  Дана падиша топан соруғандәк соруветәр яманларни, Хаман тәпкәндәк айриветәр уларни.
Prov UyCyr 20:27  Пәрвәрдигарниң нури чүшүп роһиға адәмниң, Күзитип турар барлиқ ой-нийитини униң.
Prov UyCyr 20:28  Садиқлиқ вә ишәнч падишани қоғдар, Униң тәхти садиқлиқ билән мустәһкәм болар.
Prov UyCyr 20:29  Жигитләрниң күч-қувити уларниң шәрипидур, Ақ чачлири болса қериларниң һөрмитидур.
Prov UyCyr 20:30  Қамчиниң изи кишини яманлиқтин тазилар, Таяқ көңүлни паклитар.
Chapter 21
Prov UyCyr 21:1  Пәрвәрдигарниң қолидидур падишаниң көңли, Башлар У Өзи халиған тәрәпкә ериқ сүйидәк уни.
Prov UyCyr 21:2  Инсан тоғра дәп биләр өзиниң һәрбир йолини, Лекин Пәрвәрдигар чағлап көрәр униң қәлбидикини.
Prov UyCyr 21:3  Адәмниң һәққаний вә адил иш қилиши, Қурванлиқ қилғинидинму бәкирәк хурсән қилар Пәрвәрдигарни.
Prov UyCyr 21:4  Гунадур көзниң тәкәббурлуғи вә қәлбниң һакавурлуғи, Яманларниң мәнмәнлик турмуш кәчүрүши.
Prov UyCyr 21:5  Чоқум молчилиқ кәлтүрәр әстайидил адәмниң плани, Пәқәт муһтаҗлиқта қалар барлиқ алдираңғу киши.
Prov UyCyr 21:6  Ялған сөзләп тапқан байлиқлар худди, Учуп кетидиған түтүн, әҗәллик қапқан кәби.
Prov UyCyr 21:7  Өз бешиға чиқар яманларниң залимлиғи, Чүнки рәт қилар адаләт йолида меңишни.
Prov UyCyr 21:8  Әгридур гунакарниң йоли, Дурустур пакниң иш-һәрикити.
Prov UyCyr 21:9  Соқушқақ хотун билән бир өйдә яшаштин, Әвзәлдур өгүзниң бир булуңида яшаш.
Prov UyCyr 21:10  Яманниң көңли амрақтур яманлиққила, Рәһим-шәпқәт қилмас у һәтта өз йеқинлириға.
Prov UyCyr 21:11  Надан ибрәт алар мазақчи тартилғинида җазаға, Дана билим алар нәсиһәт берилгәндә униңға.
Prov UyCyr 21:12  Адил Худа күзитип турар яманниң өйини, Һалакәткә йүз тутқузар һаман яманларни.
Prov UyCyr 21:13  Кимки қулақ салмиса кәмбәғәлләрниң дат-пәриядиға, Өзи дат-пәрият қилғандиму һечким җавап бәрмәс униңға.
Prov UyCyr 21:14  Басар йошурун соғат аччиқни, Йәң ичидә берилгән пара қәһәр-ғәзәпни.
Prov UyCyr 21:15  Адаләт бәҗа кәлтүрүлгәндә һәққанийлар хошал болар, Яманлиқ қилғучилар болса вәһимидә қалар.
Prov UyCyr 21:16  Әқил-идрәк йолидин чиққучи, Болар өлүкләрниң арисидики бири.
Prov UyCyr 21:17  Раһәт-парағәткә берилгән киши намрат қалар, Бейимас шарап ичиш, яғ чайнашқа амрақлар.
Prov UyCyr 21:18  Өзигә қайтар гунакарниң һәққанийға планлиған яманлиғи, Вапасизниң дурусқа қилған яман нийити.
Prov UyCyr 21:19  Соқушқақ вә териккәк хотун билән яшаштин, Әвзәлдур чөл-баяванда яшаш.
Prov UyCyr 21:20  Әқиллиқниң өйидә арзулуқ байлиқ, назу-немәтләр, Ахмақлар бар дуниясини бузуп-чачар.
Prov UyCyr 21:21  Һәққанийәт вә садиқлиқни издигәнләр, Чин һаятлиқ, һәққанийлиқ вә һөрмәткә еришәр.
Prov UyCyr 21:22  Елип әқиллиқ күчлүкләрниң шәһирини, Ғулитар уларниң таянчи болған қорғинини.
Prov UyCyr 21:23  Өз ағзиға егә болған киши, Сақлап қалар баладин өзини.
Prov UyCyr 21:24  Тәкәббурлуқ вә чоңчилиқ қилған «мәсқиричи» дәп атилар, У чекидин ашқан мәнмәнлик билән иш қилар.
Prov UyCyr 21:25  Һалак қилар өзини һорунниң тамаси, Чүнки ишқа бармас униң қоли.
Prov UyCyr 21:26  У күн бойи ачкөзлүк билән тама қилар, Һәққаний болса айимай мәртлик қилар.
Prov UyCyr 21:27  Яманларниң қурванлиғи Пәрвәрдигарға жиркиничликтур, Яман ғәрәздә қилинған болса техиму шундақтур.
Prov UyCyr 21:28  Сахта гувалиқ йоққа чиқар, Өз қулиғи билән аңлиғучиниң гувалиғи мәңгүлүк болар.
Prov UyCyr 21:29  Қелиндур яман адәмниң йүзи, Ойлинип маңар дурус өз йолини.
Prov UyCyr 21:30  Һәрқандақ даналиқ, әқил-идрәк яки мәслиһәт, Қарши болса Пәрвәрдигарға карға кәлмәс пәқәт.
Prov UyCyr 21:31  Атлар җәң үчүн тәйяр қилинар, Бирақ ғалибә пәқәт Пәрвәрдигардинла болар.
Chapter 22
Prov UyCyr 22:1  Әвзәлдур яхши нам зор байлиқтин, Чоңқур һөрмәт алтун-күмүчтин.
Prov UyCyr 22:2  Гадай билән байниң ортақлиғи шуки: Пәрвәрдигар Яратқучидур һәр иккилисини.
Prov UyCyr 22:3  Зерәк ховуп-хәтәрни көрүп қачар, Надан қарғуларчә алға бесип азап тартар.
Prov UyCyr 22:4  Әймәнсә кимки кәмтарлиқ билән Пәрвәрдигардин, Һөзүрлинәр у баяшәтчилик, һөрмәт вә һәқиқий һаятлиқтин.
Prov UyCyr 22:5  Һелигәрләрниң йолида тикән, қапқанлар ятар, Һаятини әзизлигән киши улардин жирақ турар.
Prov UyCyr 22:6  Тәрбийилә балаңни тоғра йолда меңишқа, Чоң болғандиму шу йолдин чиқмас у шунда.
Prov UyCyr 22:7  Бай кәмбәғәлни башқурар, Қәриздар қәриз бәргүчиниң қули болар.
Prov UyCyr 22:8  Наһәқлиқ уруғини чачқан балаю-апәт орар, Униң ғәзәп тайиғи һаман сундурулар.
Prov UyCyr 22:9  Мәрт адәм бәрикәт тапар, Чүнки у йоқсулларға өз ненидин бөлүп берәр.
Prov UyCyr 22:10  Мәсқиричини қоғлисаң, җаңҗал йоқилар, Җедәл-маҗра вә һақарәт һәм түгәр.
Prov UyCyr 22:11  Дил паклиғини сөйидиған вә сөзлири йеқимлиқ киши, Болар падишаниң дости.
Prov UyCyr 22:12  Қоғдар Пәрвәрдигар һәқиқәтни, Йоққа чиқирар вапасизниң сөзлирини.
Prov UyCyr 22:13  Һорун шундақ дәр «шир бар талада, Йәм болимән чиқсам кочиға».
Prov UyCyr 22:14  Чоңқур оридур бузуқ аялниң ағзи, Униңға чүшәр Пәрвәрдигарниң ғәзивини кәлтүргән киши.
Prov UyCyr 22:15  Наданлиқ қаплиғандур балиларниң қәлбини, Наданлиқни қоғлиғучидур тәрбийә тайиғи.
Prov UyCyr 22:16  Қалар муһтаҗлиқта пәқәт байлиқ үчүн йоқсулни әзгүчи, Байларға һәм соға бәргүчи.
Prov UyCyr 22:17  Қулақ сал даналарниң сөзлиригә, Көңүл қой мән үгәткән илим-һекмәткә.
Prov UyCyr 22:18  Яхшидур сақлисаң уларни қәлбиңдә, Тәйяр болса тилиңда улар һемишәм.
Prov UyCyr 22:19  Ишәнчиңни бағлаш үчүн Пәрвәрдигарға, Бүгүн уларни тонутимән саңа.
Prov UyCyr 22:20  Илим-һекмәт вә кеңәш бериш үчүн саңа, Йезип бәрмидимму оттуз нәсиһәтни мана?
Prov UyCyr 22:21  Буниңдики мәхсәт, сән һәқиқәтни билисән, Өзәңни әвәткүчиләргә һәм һәқиқий җавап берәләйсән.
Prov UyCyr 22:22  Йоқсул болғанлиғи үчүн уни езип пайда алма, Сотта йөләнчүги йоқни бозәк қилма.
Prov UyCyr 22:23  Чүнки ақлар Пәрвәрдигар уларни, Алар У уларни әзгәнләрниң җенини.
Prov UyCyr 22:24  Териккәк адәм билән дост болма, Ғәзәплик адәм билән арилашма,
Prov UyCyr 22:25  Сәнму уларни дорайсән болмиса, Чүшисән өзәң һәм қапқанға.
Prov UyCyr 22:26  Болма қол берип кепил болғучилардин, Қәриз төләшкә капаләт бәргүчиләрдин,
Prov UyCyr 22:27  Қайтурғудәк нәрсәң болмиғанда өзгиниң қәрзини, Ятқан орнуңни тартқузуп қоюшиңниң немә һаҗити?
Prov UyCyr 22:28  Йөткимә қедимдә әҗдадиң бәлгүләп қойған чегарини.
Prov UyCyr 22:29  Көргәнсән ишиға маһир устини? У пухраниң әмәс, падишаларниң хизмитидидур.
Chapter 23
Prov UyCyr 23:1  Һөкүмдар билән һәмдәстихан болғанда, Униң ким екәнлигини есиңдә сақла.
Prov UyCyr 23:2  Әгәр нәпсиң яман болса, Өзәңни тарт пичақ қадалғандәк боғузуңға.
Prov UyCyr 23:3  Униң назу-немәтлиригә иштәй сақлима, Алдамчилиқ йошурулғандур бәлки уларда.
Prov UyCyr 23:4  Бай болимән дәп упратма өзәңни, Әқиллиқлиқ билән ташла бу оюңни.
Prov UyCyr 23:5  Көзүң байлиққа чүшкәндә у йоқилар, Чүнки у бирдинла қанат чиқирип, бүркүттәк учуп кетәр.
Prov UyCyr 23:6  Бехилниң ненини йемә, Иштәй сақлима униң назу-немәтлиригә.
Prov UyCyr 23:7  Чүнки у көңлидә өзиниң пайдисини ойлайдиған адәмдур. «Тартинмай йәң, ичиң» дәр, бирақ көңли сәндә әмәстур.
Prov UyCyr 23:8  Йегән тамиғиң йенип чиқар, Ейтқан чирайлиқ сөзлириң бекар болар.
Prov UyCyr 23:9  Ахмаққа сөзләп аварә қилма өзәңни, Чүнки көзгә илмас у ақиланә сөзлириңни.
Prov UyCyr 23:10  Йөткимә қедимдә бәлгүләп қойған чегарини, Тартивалма житимларниң етизлирини.
Prov UyCyr 23:11  Чүнки қудрәтликтур уларниң Һимайичиси, Уларниң тәрипини алар У саңа қарши.
Prov UyCyr 23:12  Көңүл қой нәсиһәткә, Қулақ сал һекмәтлик сөзләргә.
Prov UyCyr 23:13  Балаңдин түзитиш тәрбийисини айима, У өлүп қалмас таяқ билән салғанға.
Prov UyCyr 23:14  Гәр урсаң таяқ билән уни, Сақлап қаларсән әҗәлдин униң җенини.
Prov UyCyr 23:15  Әй оғлум, дана болсаң, қәлбим яйрар.
Prov UyCyr 23:16  Тоғра сөзлисәң жүригим шатлинар.
Prov UyCyr 23:17  Гунакарларға көрәлмәслик қилма, Пәрвәрдигардин әймән дайим.
Prov UyCyr 23:18  Бәрһәқ, бардур сениң истиқбалиң. Йоққа чиқмас арзу-үмүтүң.
Prov UyCyr 23:19  Әй оғлум, сөзүмгә қулақ сал, бол дана, Қәлбиңни тоғра йолға беғишла.
Prov UyCyr 23:20  Болма һарақкәшләрниң арисида, Арилашма гөшкә тоймасларға.
Prov UyCyr 23:21  Чүнки һарақкәш вә тоймаслар йоқсуллуқта қалар, Ғәпләт уйқиси уларни җул-җул кийимдә қалдурар.
Prov UyCyr 23:22  Аңла сени тапқан атаңниң сөзини, Камситма анаң қериғанда уни.
Prov UyCyr 23:23  Төләм төлисәңму һәқиқәтни тап, сатма уни, Тап һәм даналиқ, тәрбийә вә парасәтни.
Prov UyCyr 23:24  Һәққаний оғли болған ата зор хошаллиқ тапар, Әқиллиқ оғул тапқан ата униңдин шатлиққа толар.
Prov UyCyr 23:25  Ата-анаң сәндин хуш болсун! Сени туққан анаң шатлансун.
Prov UyCyr 23:26  Әй оғлум, маңа беғишла қәлбиңни, Көзүң билән күзитип тур йолумни!
Prov UyCyr 23:27  Паһишә аял чоңқур оридур, Бузуқ аял тар қудуқтур.
Prov UyCyr 23:28  Бундақ аял худди қарақчилардәк мөкүнүп турар, Инсанлар арисида хотуниға вапасиз әрләрни көпәйтәр.
Prov UyCyr 23:29  Кимләр азап-қайғуда? Кимләр җедәл чиқирар, зарлинар? Кимләр сәвәпсиз ярилинар? Кимниң көзи шараптин қизирар?
Prov UyCyr 23:30  Шарап сорунида узақ олтарғанлар, Әбҗәш шарапни ичишкә берилгәнләр шундақ күнгә қалар!
Prov UyCyr 23:31  Шарапниң қизиллиғиға, җамдики ялтириғиниға қарима, Гелиңдин шундақ силиқ өткәнлигигә мәптун болма.
Prov UyCyr 23:32  Ахирида у сени иландәк чеқивалар, Зәһәрлик иландәк нәштирини санчар.
Prov UyCyr 23:33  Көрүнәр көзүңгә ғәлитә мәнзириләр, Әқлиң езип, чиқар ағзиңдин қалаймиқан сөзләр.
Prov UyCyr 23:34  Боларсән худди деңиз оттурисида ләйләп қалғандәк, Кемә мома яғичиниң учида ятқандәк.
Prov UyCyr 23:35  Дәрсәнки: «Мени думбалиди, ағримиди! Урди, билмидим һечнемини. Қачан һошумға келип йәнә ичәрмән шарапни!»
Chapter 24
Prov UyCyr 24:1  Яманларға көрәлмәслик қилма, Улар билән биллә болушни арзу қилма.
Prov UyCyr 24:2  Улар көңлидә зораванлиқни ойлар, Уларниң сөзлиридин шумлуқ яғар.
Prov UyCyr 24:3  Өй селинар даналиқ билән, Мустәһкәмлинәр әқил-идрәк билән.
Prov UyCyr 24:4  Толтурар билим өйниң ханилирини, Һәрхил қиммәтлик есил байлиқлар билән.
Prov UyCyr 24:5  Әқиллиқ күчлүктин қудрәтлик болар, Билимлик адәм өз қудритини ашурар.
Prov UyCyr 24:6  Ақиланә мәслиһәт билән уруш елип бар, Мәслиһәтчи көп болғанда ғалибилик болар.
Prov UyCyr 24:7  Жирақтур даналиқ ахмаққа, Көпчилик жиғилишида ахмақ зуван сүрәлмәс.
Prov UyCyr 24:8  Яманлиқ планлиған адәм «сүйиқәстчи» атилур.
Prov UyCyr 24:9  Ахмақлиқ билән түзүлгән план гунадур, Адәм үчүн мазақчи жиркиничликтур.
Prov UyCyr 24:10  Еғир күндә җасаритиңни йоқатсаң, сән аҗизсән.
Prov UyCyr 24:11  Қутқуз өлүм ховупида қалғанларни, Қутулдур өлтүрүлүш алдида турғанларни.
Prov UyCyr 24:12  Гәр «билмәптимән» дәп қачурсаң өзәңни, Инсан көңлини Синиғучи көрүп турмасму буни? Һаятиңни Қоғдиғучи билмәсму? У һәрбир адәмниң әмәлиятиға қарап яндурмасму?
Prov UyCyr 24:13  Әй оғлум, һәсәл истимал қил, у яхшидур. Һәрә угисидин алған һәсәл техиму татлиқтур.
Prov UyCyr 24:14  Татлиқтур даналиқ һәсәлдәк җениңға, Истиқбалиң парлақтур гәр еришсәң униңға, Арзу-үмүтүң һәм чиқмас йоққа.
Prov UyCyr 24:15  Яманлардәк һәққанийниң өйини йошурун пайлап турма, Униң өйини вәйран қилма!
Prov UyCyr 24:16  Чүнки у йәттә қетим жиқилсиму, йәнила орнидин турар, Бирақ яманлар бала-қазада жиқилар.
Prov UyCyr 24:17  Дүшминиң жиқилғанда хошал болма, Путлашқинида ич-ичиңдин шатланма.
Prov UyCyr 24:18  Болмиса яқтурмас Пәрвәрдигар көрүп буни, Тохтитар дүшминиңдин Өз ғәзивини.
Prov UyCyr 24:19  Көңлүң бесәрәмҗан болмисун гунакарлардин, Жүригиң ечишмисун көрәлмәслик қилип яманлардин.
Prov UyCyr 24:20  Чүнки болмас гунакарларниң истиқбали, Өчүрүләр яманларниң чириғи.
Prov UyCyr 24:21  Әй оғлум! Пәрвәрдигардин қорқмас болма, Падишани һөрмәтлимәй қалма, Уларға қарши чиққучиларға шерик болма.
Prov UyCyr 24:22  Чүнки уштумтут балаю-апәт уларға келәр, Пәрвәрдигар вә падиша кәлтүридиған һалакәтни кимму биләр?
Prov UyCyr 24:23  Буларму даналарниң сөзлиридур: Һөкүмдә бир тәрәпкә ян бесиш ямандур.
Prov UyCyr 24:24  Җинайәтчигә: «Гунасиз сән» дәп һөкүм чиқарғучини, Қарғайду хәлиқләр; өч көриду әл-җамаәт уни.
Prov UyCyr 24:25  Бирақ улар җинайәтчини әйиплигүчидин хурсән болиду, Бәхит-саадәтләр униңға келиду.
Prov UyCyr 24:26  Сәмимий җавап бәргүчи көрситәр чин достлуқни.
Prov UyCyr 24:27  Түгәткин авал сирттики ишларни, Орунлаштурғин етиздики ишлириңни, Қурғин андин өйүңни.
Prov UyCyr 24:28  Сәвәпсиз йеқиниңға қарши гувалиқ қилма, Ялған сөзләп алдима.
Prov UyCyr 24:29  Демә: «У маңа қандақ қилған болса, мәнму униңға шундақ қилимән, Униң маңа қилғинидәк яндуримән».
Prov UyCyr 24:30  Өттүм мән һорунниң етизлиғидин, Әқилсизниң үзүмзарлиғидин.
Prov UyCyr 24:31  Мана һәр йеридин тикәнләр өсүп чиққан, Явайи от-чөпләр һәммә йәрни қаплиған, Қоруқ теми өрүлүп кәткән!
Prov UyCyr 24:32  Уларни көрүшүм билән ойға паттим, Көргинимдин мундақ савақ алдим:
Prov UyCyr 24:33  Десәң: «Бираз көзүмни жумувалай, бирдәм ухливалай, Йәнә бирдәм пут-қолумни алмап йетивалай»,
Prov UyCyr 24:34  Йениңға келәр қарақчидәк намратлиқ, Қураллиқ булаңчидәк муһтаҗлиқ.
Chapter 25
Prov UyCyr 25:1  Төвәндә баян қилинидиғанлириму Сулайман падишаниң пәнд-нәсиһәтлири, буларни Йәһудийә падишаси Хизкияниң ордисидикиләр көчүрүп топлиған.
Prov UyCyr 25:2  Пәрвәрдигарниң улуқлуғидур Униң карамәтлириниң сирлиқлиғи, Падишаларниң шөһритидур ишларниң тегигә йетип йешиши.
Prov UyCyr 25:3  Асманниң егизлигини, йәрниң чоңқурлуғини билгили болмас, Шуниңға охшаш падишаларниң көңлидикиниң тегигә йәткили болмас.
Prov UyCyr 25:4  Авал күмүчни тавлап, чиқиндисини айрип ташла, Андин зәргәр қуюп чиқиду нәпис бир қача.
Prov UyCyr 25:5  Авал падишаниң һозуридин қоғлавәт яман мәслиһәтчиләрни, Андин һәққанийәт билән мустәһкәм болар униң тәхти.
Prov UyCyr 25:6  Падишаниң алдида өзәңни чоң тутма, Яки әрбапларниң орнида турувалма.
Prov UyCyr 25:7  Чүнки орнуңни җанапқа беришкә чақирилип, босуғиға чүшүп қалғандин, Башқиларниң тәклип қилиши билән босуғидин төргә өткиниң әвзәл.
Prov UyCyr 25:8  Алдираңғулуқ билән сотқа әризә қилма, Қандақ қилисән мабада йеқиниң сени шәрмәндә қилса?
Prov UyCyr 25:9  Муназириләш йеқиниң билән сениң һәқ болса, Лекин башқиларниң сирини ачма.
Prov UyCyr 25:10  Болмиса буни аңлиғучи қалдурар сени уятқа, Қутулалмайсән сесиқ намдин шу чағда.
Prov UyCyr 25:11  Җайида қилинған сөзләр, Күмүч таваққа тизилған алтун алмилардәктур.
Prov UyCyr 25:12  Қулақ салғучи үчүн даналарниң тәнқити, Гоя алтун һалқа яки сап алтун безәк кәби.
Prov UyCyr 25:13  Әвәткүчи үчүн садақәтмән әлчи, Худди ома вақтида қар соғи кәби, Чүнки орғутар у ғоҗайининиң роһини.
Prov UyCyr 25:14  Соға беримән дәп махтанған, лекин бәрмигән киши, Худди ямғури йоқ қара булут вә боран кәби.
Prov UyCyr 25:15  Сәвир-тақәт билән сөзлигәндә һөкүмдар көнәр. Юмшақ сөз сүйәктин өтәр.
Prov UyCyr 25:16  Һәсәлгә еришкәндә пәқәт тойғичила йә, Көп йәп яндурувәтмә.
Prov UyCyr 25:17  Аз дәссигин хошнаңниң босуғисиға, Тоюп сәндин өч болуп қалар болмиса.
Prov UyCyr 25:18  Йеқиниға қарши ялған гувалиқ бәргүчи, Гоя тоқмақ, қилич вә өткүр оқта зәрбә бәргән кәби.
Prov UyCyr 25:19  Еғир күнләрдә тайиниш вапасизға, Охшар чиригән чиш, сунған путқа.
Prov UyCyr 25:20  Нахша ейтип бериш ғәмкин кишигә, Охшар соғ күндә кийимини салдурувалғанға, Яки туз қуйғандәк ярисиға.
Prov UyCyr 25:21  Дүшминиң ач болса нан бәр, Уссиған болса су бәр.
Prov UyCyr 25:22  Хиҗаләттә қалдурисән уни шунда, Яндурар Пәрвәрдигар саңа.
Prov UyCyr 25:23  Шимал тәрәптин чиққан шамал қаттиқ ямғур яғдурар, Чеқимчилиқ болса ғәзәпни чирайиға чиқирар.
Prov UyCyr 25:24  Соқушқақ хотун билән бир өйдә яшаштин, Әвзәлдур өгүзниң бир булуңида яшаш.
Prov UyCyr 25:25  Жирақ жуттин кәлгән хуш хәвәр худди, Чаңқашни қандурған муздәк су кәби.
Prov UyCyr 25:26  Яманларға йол қойған һәққаний киши, Худди лай болуп кәткән булақ, булғанған қудуқ кәби.
Prov UyCyr 25:27  Яхши әмәстур һәсәлни һәддидин артуқ йейиш, Шәрәплик әмәстур шөһрәтпәрәслик қоғлишиш.
Prov UyCyr 25:28  Өзини тутувалалмайдиған киши, Худди сепили бузуветилгән шәһәр кәби.
Chapter 26
Prov UyCyr 26:1  Язда қар, ома вақтида ямғур қамлашмиғандәк, Ахмаққиму иззәт-һөрмәт қамлашмас.
Prov UyCyr 26:2  Қушқач учуп, қарлиғач қанат қаққандәк, Сәвәпсиз қарғашму кишигә тәгмәс.
Prov UyCyr 26:3  Ярашқандәк қамча атқа, нохта ешәккә, Яришар таяқ ахмақниң дүмбисигә.
Prov UyCyr 26:4  Җавап қайтурма әқилсизниң ахмақлиғиға яриша, Униңға охшап қалисән болмиса.
Prov UyCyr 26:5  Җавап қайтур әқилсизниң ахмақлиғиға яриша, У өзини әқиллиқ чағлап қалар болмиса.
Prov UyCyr 26:6  Ахмақтин хәвәр йоллиған киши, Гоя өз путини өзи чапқан, зәһәр жутқан кәби.
Prov UyCyr 26:7  Карға кәлмигәндәк путлири токурниң, Карға кәлмәс ағзидики пәнд-нәсиһәт ахмақниң.
Prov UyCyr 26:8  Иззәт-һөрмәт билдүрүш ахмаққа, Охшар салғиға ташни бағлап қойғанға.
Prov UyCyr 26:9  Пәнд-нәсиһәт ахмақниң ағзидики, Гоя мәс шилтиватқан тикәнлик шах кәби.
Prov UyCyr 26:10  Яллиса ахмақни яки удул кәлгән адәмни кимки, Болар қарғуларчә оқ атқан мәргән кәби.
Prov UyCyr 26:11  Ишт айлинип келип ялиғандәк өз қусуғини, Қайтилар ахмақ өз ахмақлиғини.
Prov UyCyr 26:12  Көрдүңму өзини әқиллиқ чағлиған кишини? Униңдин үмүт күткәндин ахмақтин үмүт күткән яхши.
Prov UyCyr 26:13  Һорун дәрки: «Шир бардур коча вә мәйданда».
Prov UyCyr 26:14  Ечилип-йепилар ишик моҗуғида, Еғинап ятар һорун каривитидә.
Prov UyCyr 26:15  Һорун сунар қолини қачиға, Ғизани ағзиға селишқиму еринәр һәтта.
Prov UyCyr 26:16  Һорун өзини шундақ чағлар, Һәтта ақиланә җавап беридиған йәттә кишидинму әқиллиқ санар.
Prov UyCyr 26:17  Арилишиш өзигә мунасивәтсиз җаңҗалға, Охшар өтүп кетиватқан иштниң қулиғини тартқанға.
Prov UyCyr 26:18  Өз йеқинини алдап, «чақчақ қилип қойдум» дегүчи, Худди отлуқ, әҗәллик оқларни атқан әбләх кәби.
Prov UyCyr 26:19  Өз йеқинини алдап, «чақчақ қилип қойдум» дегүчи, Худди отлуқ, әҗәллик оқларни атқан әбләх кәби.
Prov UyCyr 26:20  От өчәр отун болмиса, Җедәл түгәр чеқимчи болмиса.
Prov UyCyr 26:21  Худди чоғ үстигә салған көмүр кәби, От үстигә ташлиған отун кәби, Улғайтар җедәлхор җедәл-маҗрани.
Prov UyCyr 26:22  Охшар ғевәтчиниң сөзлири мәзилик тамаққа, Тәнгә сиңип кетәр тезла.
Prov UyCyr 26:23  Тили һәсәл, дили зәһәр киши, Күмүч ялитилған сапал қачиниң өзи.
Prov UyCyr 26:24  Өчмәнлик қилғучи чирайлиқ сөз билән ниқаплинар, Бирақ көңлидә һейлә-микир сақлар.
Prov UyCyr 26:25  Шуңа ишинип кәтмә у мулайим сөзлигәндә, Чүнки йәттә қат ипласлиқ бардур униң қәлбидә.
Prov UyCyr 26:26  Өчмәнлигини у һелигәрлик билән япар, Лекин униң яманлиғи җамаәт алдида ашкарә болар.
Prov UyCyr 26:27  Кишигә ора колиған өзи чүшәр, Өзгигә домилатқан таш өзигә қайтар.
Prov UyCyr 26:28  Ялғанчи өзи зиян кәлтүргәнләрни өч көрәр, Хошамәтчи һалакәт елип келәр.
Chapter 27
Prov UyCyr 27:1  Махтанма әтики күнүң билән, Чүнки әтиниң немә елип келишини билмәйсән.
Prov UyCyr 27:2  Махтанма өз өзәңдин, сени башқилар махтисун, Махтанма өз ағзиң билән, сени ятлар махтисун.
Prov UyCyr 27:3  Ташму һәм қумму еғир, Бирақ ахмақ кәлтүргән азап иккисидинму еғир.
Prov UyCyr 27:4  Ғәзәп рәһимсиздур, қәһәр охшар кәлкүнгә, Бирақ тақабил туралар кимму күндишиниң күндәшлигигә?
Prov UyCyr 27:5  Ашкарә тәнқит йошурун муһәббәттин әладур.
Prov UyCyr 27:6  Достуңниң салған җараһити униң вападарлиғидиндур, Дүшминиңниң сөйүшлири болса һелигәрлигидиндур.
Prov UyCyr 27:7  Безардур тоқ киши һәсәлдинму, Татлиқтур ачлиқта һәрқандақ аччиқ нәрсиму.
Prov UyCyr 27:8  Өйидин айрилған киши, Угисидин айрилған қуш кәби.
Prov UyCyr 27:9  Ачар хушбой май вә әтир кишиниң көңлини, Сәмимий мәслиһитидин билинәр достниң ғәмхорлуғи.
Prov UyCyr 27:10  Өз достуң һәм атаңниң достини ташлима, Бешиңға күн чүшкәндә туққиниңниң өйигә барма. Әладур жирақтики туққандин йеқиндики хошна.
Prov UyCyr 27:11  Әй оғлум, даналиқ тап, көңлүмни чөмдүр хошаллиққа, Шунда җавап қайтуралаймән мени тәнқит қилғанларға.
Prov UyCyr 27:12  Зерәк киши ховуп-хәтәрни көрүп қачар, Надан қарғуларчә алға бесип азап тартар.
Prov UyCyr 27:13  Ятқа капаләт бәргүчидин кепилгә тонини еливал, Натонушқа кепил болғучидин кепиллик ал.
Prov UyCyr 27:14  Кимки таң сәһәрдә вақирап хошнисидин аманлиқ сориса, Бу қарғиғандәк аңлинар хошнисиға.
Prov UyCyr 27:15  Соқушқақ хотун охшар, Ямғурлуқ күндә торустин тохтимай тамчилиған тамчиға.
Prov UyCyr 27:16  Охшар уни тосашниң өзи боранни тосашқа, Яки оң қоли билән май чаңгаллиғанға.
Prov UyCyr 27:17  Төмүр төмүрни биләйду, Адәм адәмни өткүрләштүриду.
Prov UyCyr 27:18  Мевисини йәр әнҗир көчитини пәрвиш қилғучи, Иззәткә еришәр ғоҗайинини яхши күткүчи.
Prov UyCyr 27:19  Су адәмниң йүзини әкис әттүргән кәби, Адәмниң өзини әкис әттүрәр жүриги.
Prov UyCyr 27:20  Һеч тоймас гөр вә өлүкләр макани, Қанаәт тапмас адәмниң нәпси.
Prov UyCyr 27:21  Тавлинар алтун-күмүч отта, Синилар адәм махталғанда.
Prov UyCyr 27:22  Соқсаңму буғдай соққандәк ахмақни, Айрилмас йәнила униңдин ахмақлиғи.
Prov UyCyr 27:23  Падилириңниң әһвалини убдан егилә, Мал-варанлириңға яхши қара.
Prov UyCyr 27:24  Чүнки байлиқ мәңгүлүк болмас, Қалмас таҗиму әвлаттин-әвлатқа мирас.
Prov UyCyr 27:25  Чөпләр қуруп йеңи чөпләр өсүп чиққанда, Тағ бағридики отлар орулғанда,
Prov UyCyr 27:26  Қойларниң жуңлири саңа кийимлик болар, Өшкиләрни сатқан пул бир етизға ярар.
Prov UyCyr 27:27  Йетәрлик болар сүти өшкиләрниң, Озуғиға сениң вә аиләңниң, Турмушини қамдишиға һәм хизмәткарлириңниң.
Chapter 28
Prov UyCyr 28:1  Қачар һечким қоғлимисиму яманлар, Ширдәк батурдур һәққанийлар.
Prov UyCyr 28:2  Көпийәр һөкүмдарлар гуна көпәйсә жутта, Муқумлиқ давамлишар дана вә билимлик һөкүмдар болғанда.
Prov UyCyr 28:3  Кәмбәғәл кәмбәғәлни бозәк қилса, Охшар зираәтләрни набут қилидиған қара ямғурға.
Prov UyCyr 28:4  Пәрвәрдигарниң тәлимидин ваз кечиш яманларни махтиғанлиқтур, Униң тәлимигә әмәл қилиш яманлар билән қаршилашқанлиқтур.
Prov UyCyr 28:5  Чүшәнмәс яманлар адаләтни, Толуқ чүшинәр Пәрвәрдигарға тәлпүнгүчиләр уни.
Prov UyCyr 28:6  Дурус йолда маңған кәмбәғәл киши, Әгри йолда жүргән байдин яхши.
Prov UyCyr 28:7  Әқиллиқ оғулдур Пәрвәрдигарниң тәлимигә әмәл қилған, Атисини номусқа қалдурар нан қепиларға һәмра болған.
Prov UyCyr 28:8  Җазанихорлуқ билән байлиғини көпәйткән кишиниң байлиғи, Кәмбәғәлләргә сахавәт қилғучи үчүн қалар ахири.
Prov UyCyr 28:9  Пәрвәрдигарниң тәлимигә кимки қулақ салмиса, Униң дуалириму жиркиничликтур һәтта.
Prov UyCyr 28:10  Дурусларни яман йолға аздурғучи чүшәр өзи колиған ориға. Пак-диянәтлик мирасхор болар яхшилиққа.
Prov UyCyr 28:11  Данадур бай өз нәзиридә, Аяндур униң қандақлиғи зерәк кәмбәғәлгә.
Prov UyCyr 28:12  Җаһанни қаплар тәнтәнә һәққанийлар һоқуқ тутса, Адәмләр өзини қачурар яманлар һакимийәт жүргүзсә.
Prov UyCyr 28:13  Ронақ тапалмас өз гуналирини йошурған, Рәһим-шәпқәткә еришәр гуналирини иқрар қилип қол үзгән.
Prov UyCyr 28:14  Бәхитликтур Пәрвәрдигардин әймәнгән һемишәм, Учрар бойни қаттиқ балаю-апәткә.
Prov UyCyr 28:15  Йоқсулларниң үстидики яман һөкүмдар, Һөкирәп турған шир, о издәп жүргән ейиққа охшар.
Prov UyCyr 28:16  Әқилсиз һөкүмдар қаттиқ залимлиқ салар, Һарам байлиқтин нәпрәтләнгәнниң өмри узирар.
Prov UyCyr 28:17  Қан төкүп виждан азави тартқучи қечип жүрәр өлгичә, Қилмисун уни һечким һимайә.
Prov UyCyr 28:18  Қутқузулар дурус йолда маңған, Туюқсиз жиқилар әгри йолда маңған.
Prov UyCyr 28:19  Йеригә ишлигәнниң қосиғи тоқ болар. Қуруқ хиял сүргән толиму йоқсуллуққа қалар.
Prov UyCyr 28:20  Еришәр мол бәрикәткә садиқ киши, Җазасиз қалмас байлиққа еришишкә алдириғучи.
Prov UyCyr 28:21  Биригә ян бесиш ямандур, Бирақ адәм бир бурда нан үчүнму бундақ гунани өткүзәр.
Prov UyCyr 28:22  Ачкөз алдирар бай болушқа, Билмәй қалар у йоқсуллуқ чүшүшини өз бешиға.
Prov UyCyr 28:23  Башқиларниң хаталиғини тәнқит қилғучи хошамәтчигә қариғанда, Көп рәһим-шәпқәт тапар ахирида.
Prov UyCyr 28:24  Ата-анисини булап, йәнә «бу гуна әмәс» дегән, Бир қатарда санилар җанни һалак қилғучи билән.
Prov UyCyr 28:25  Җедәл-маҗра терәр ачкөзлүк қилған, Риваҗ тапар Пәрвәрдигарға ишәнч бағлиған.
Prov UyCyr 28:26  Ахмақтур өз әқлигә ишәнгән, Аман қалар даналиқ билән иш тутқан.
Prov UyCyr 28:27  Муһтаҗлиқта қалмас намратларға хәйирхаһлиқ қилған, Нурғун ләнәткә қалар уларни көрмәскә салған.
Prov UyCyr 28:28  Яманлар һоқуқ тутса адәмләр өзини қачурар, Улар һалак болса һәққанийлар һоқуқ тутар.
Chapter 29
Prov UyCyr 29:1  Кимки қайта-қайта әйипләнгәндиму бойни қаттиқлиқ қилса, Туюқсиз бит-чит болуп қалар қутқузулғусиз һалға.
Prov UyCyr 29:2  Пухра шатлинар һәққанийлар һоқуқ тутса, Налә-пәрият көтирәр яманлар һөкүм сүрсә.
Prov UyCyr 29:3  Атисини шатландурар даналиқни сөйгән оғул, Мал-мүлкини бузуп-чачар паһишиләргә һәмра болған оғул.
Prov UyCyr 29:4  Падиша мустәһкәм қилар адаләт билән жутни, Парихор болса вәйран қилар уни.
Prov UyCyr 29:5  Өз йеқиниға хошамәт қилған киши, Гоя путиға қапқан қурған кәби.
Prov UyCyr 29:6  Өзигә қапқан қурар яманниң гунайи, Нахша ейтип шатлинар һәққаний.
Prov UyCyr 29:7  Һәққаний көңүл бөләр кәмбәғәлләрниң һоқуқиға, Яманларниң кари болмас буниңға.
Prov UyCyr 29:8  Мазақчилар қутритип қалаймиқанлаштурар пүтүн шәһәрни, Бирақ даналар яндурар қәһәр-ғәзәпни.
Prov UyCyr 29:9  Дана ахмақ билән даваға чүшкинидә, Течлиқ болмас, ахмақ һүрпийип қилар мәсқирә.
Prov UyCyr 29:10  Пак диллиқтин нәпрәтлинәр қанхорлар, Алмақчи болар дурусниң җенини улар.
Prov UyCyr 29:11  Ахмақ бирақла ашкарилар ғәзивини, Дана бесивалар өзини.
Prov UyCyr 29:12  Һөкүмдар ялған сөзләргә қулақ салса, Барлиқ әмәлдарлири маңар яман йолға.
Prov UyCyr 29:13  Гадай вә уни әзгүчиниң ортақлиғи шуки, Пәрвәрдигардур һәр иккилисиниң көзигә нур бәргүчи.
Prov UyCyr 29:14  Падиша адаләт билән һөкүм қилса аҗизларға, Мәккәм турар униң тәхти мәңгүгә.
Prov UyCyr 29:15  Таяқ вә тәнқит әқил тапқузар балиға, Өз мәйлигә қоюп берилгән бала уят кәлтүрәр анисиға.
Prov UyCyr 29:16  Наһәқлиқ көпийәр һоқуқ тутса яманлар, Уларниң жиқилғинини көрәр һәққанийлар.
Prov UyCyr 29:17  Оғлуңни тәрбийилисәң, арам тапқузар у сени, Сөйүндүрәр һәм көңлүңни.
Prov UyCyr 29:18  Хәлиқ тизгинсиз қалар болмиса Пәрвәрдигарниң аяни, Бәхитлик болар Униң тәлимигә әмәл қилидиған киши.
Prov UyCyr 29:19  Сөз биләнла түзәткили болмас қулниң хаталиғини, Етивар қилмас у чүшәнсиму сөзүңни.
Prov UyCyr 29:20  Көргәнму ойлимай сөзләйдиған кишини? Униңдин үмүт күткәндин ахмақтин үмүт күткән яхши.
Prov UyCyr 29:21  Кимки қулини кичигидин өз мәйлигә қоювәтсә, Ахири у қул аваричилиқ елип келәр өзигә.
Prov UyCyr 29:22  Териккәк җедәл-маҗра қозғап турар, Мүҗәзи иштик кишиниң гуналири көп болар.
Prov UyCyr 29:23  Кишини пәс қилар мәғрурлуқ, Һөрмәткә ериштүрәр кәмтарлиқ.
Prov UyCyr 29:24  Өз җениға дүшмән болар оғри билән шерик болғучи, Сотта ялған ейтса, ләнәткә қелишини аңлап турупму у ейтмас растини.
Prov UyCyr 29:25  Бәндидин қорқуш өзи үчүн қапқан қурғанлиқтур, Лекин Пәрвәрдигарға ишәнгән адәм аман қалур.
Prov UyCyr 29:26  Илтипат күтәр көп кишиләр һөкүмдардин, Адаләт келәр адәмгә Пәрвәрдигардин.
Prov UyCyr 29:27  Жиркинәр һәққанийлар наһәқчилиқ қилғанлардин, Яманлар болса адил йолда маңғанлардин.
Chapter 30
Prov UyCyr 30:1  Массалиқ Яқәһниң оғли Агурниң сөзлири, Униң Итиел билән Укалға ейтқанлири:
Prov UyCyr 30:2  Инсанлар арисидики әң надини мән екәнмән, Адәмдә болушқа тегишлик әқил мәндә йоқ екән,
Prov UyCyr 30:3  Даналиқни үгинәлмидим, Бирдин бир Муқәддәс Болғучи һәққидә йоқ екән саватим.
Prov UyCyr 30:4  Ким асманға чиққан һәм асмандин чүшкән? Ким шамални қоллирида тутқан? Ким суларни тониға йөгигән? Ким йәр-зиминниң чегарисини бәлгүлигән? Униң исми немә? Униң Оғлиниң исмичу? Билмәмсән?
Prov UyCyr 30:5  Худаниң һәрбир сөзи һәқиқәттур, Өзини паналиғанларға У қалқандур.
Prov UyCyr 30:6  Қошма Худаниң сөзлиригә һечнемини, Болмиса У әйипләр сени, ашкарилар ялғанчилиғиңни.
Prov UyCyr 30:7  Әй Пәрвәрдигар, тиләймән икки нәрсини Сәндин, Айимиғайсән мән өлгичә буларни мәндин.
Prov UyCyr 30:8  Мәндин жирақ қилғайсән сахтилиқ вә ялғанчилиқни, Қилмиғайсән гадай яки байму мени, Еһтияҗимға лайиқ бәргәйсән рисқимни.
Prov UyCyr 30:9  Чүнки баяшәтчилик ичидә Сәндин тенип, «Пәрвәрдигар ким?» дәп қалмай, Яки йоқсузчилиқта оғрилиқ қилип, Әй Худа, Сениң намиңға дағ кәлтүрүп қоймай.
Prov UyCyr 30:10  Қулни яманлима ғоҗайиниға, Қарғаветәр қул сени, әйипкар боларсән болмиса.
Prov UyCyr 30:11  Шундақларму барки, өз атисини қарғайдиған, Өз анисиға бәхит тилимәйдиған.
Prov UyCyr 30:12  Шундақларму барки, өзлирини пак чағлайдиған, Әмәлиятта уларниң мәйнәтчилиги тазиланмиған.
Prov UyCyr 30:13  Шундақларму барки, чиқип турар тәкәббурлуғи көзлиридин, Беши тақишар асманға һакавурлуғидин.
Prov UyCyr 30:14  Шундақларму барки, Йоқитиш үчүн бу дуниядин намратларни, Ялмаш үчүн инсанлар арисидики муһтаҗларни, Бардур уларниң қиличтәк чишлири, пичақтәк еғиз чишлири,
Prov UyCyr 30:15  Сүлүкниң икки қизи бар, Улар «бәргин, бәргин» дәп вақирар. Үч нәрсә барки, һеч тоймайдиған, Һәтта, төрт нәрсә бар, әсла йетәрлик демәйдиған, Уларки:
Prov UyCyr 30:16  Гөр, туғмас хотун, қағҗириған йәр вә ялмаватқан от.
Prov UyCyr 30:17  Чоқулар җилғидики қарғилар яки йәветәр бүркүтниң балилири, Атисини мәсқирә қилип, анисини камситқучиниң көзини.
Prov UyCyr 30:18  Үч иш барки, мән үчүн интайин сирлиқ болған, Һәтта, төрт иш бар, әқлим йәтмәйдиған, Уларки:
Prov UyCyr 30:19  Бүркүтниң асманда учуши, Иланниң ташта беғирлиши, Кеминиң деңизда меңиши. Жигитниң қизға ашиқ болуши.
Prov UyCyr 30:20  Мундақки бузуқ хотунниң тутқан йоли: Оғрилиқчә йәп болуп сүртәр у ағзини, Дәр: «Қилмидим мән һечқандақ яманлиқни».
Prov UyCyr 30:21  Үч иш барки, йәр-зиминни силкиндүридиған, Һәтта, төрт иш бар йәр көтирәлмәйдиған. Уларки:
Prov UyCyr 30:22  Қулниң падиша болуши, Ахмақниң риваҗ тепиши,
Prov UyCyr 30:23  Нәпрәткә учриған аялниң әргә тегиши, Хизмәткарниң өз ханиминиң орнини тартивелиши.
Prov UyCyr 30:24  Дунияда кичик тәнлик, Төрт хил җанивар бар, бәкму әқиллиқ. Уларки:
Prov UyCyr 30:25  Чүмүлә: гәрчә аҗиз болсиму, Бирақ язда озуқ тәйярлавелишни биләр.
Prov UyCyr 30:26  Суғур: гәрчә күчсиз болсиму, Хада ташларниң арисиға уга салар.
Prov UyCyr 30:27  Чекәткә: гәрчә падишаси болмисиму, Лекин қатар сәп түзүп маңар.
Prov UyCyr 30:28  Кәсләнчүк: гәрчә уни қол билән тутувалғили болсиму, Лекин у хан ордилириғиму киривалар.
Prov UyCyr 30:29  Үч һайван барки, қәдәмлири һәйвәтлик, Һәтта, төрт җанивар бар меңиши һәйвәтлик. Уларки:
Prov UyCyr 30:30  Шир: һайванатлар ичидә әң күчлүги, Һеч немидин қорқмай арқиға янмайдиған.
Prov UyCyr 30:31  Ғораз вә өшкә: гәвдисини көтирип ғадийип маңидиған, Падиша: қошунини башлап маңидиған.
Prov UyCyr 30:32  Гәр ахмақ болуп, чоң тутсаң өзәңни, Яман ғәрәздә болған болсаң вә яки, Тут қолуң билән ағзиңни!
Prov UyCyr 30:33  Чиқар сериқ май қаймақ чалса, Чиқар қан бириниң бурни миҗилса, Шуниңдәк чиқар ғәзәптин җедәл-маҗра.
Chapter 31
Prov UyCyr 31:1  Масса падишаси Лимуелниң ейтқанлири, Анисиниң униңға үгәткәнлири:
Prov UyCyr 31:2  Әй оғлум, бағримни йерип чиққан оғлум, Худадин тиләп алған оғлум, Немә десәм болар мән саңа?
Prov UyCyr 31:3  Күч-қувитиңни сәрип қилма, өмрүңни бекар қилма, Падишаларни вәйран қилғучи хотунларға.
Prov UyCyr 31:4  Әй Лимуел, лайиқ әмәс шарап падишаларға, Ярашмас шарапқа берилиш һөкүмдарға.
Prov UyCyr 31:5  Чүнки улар шарап ичип, унтуп қалар қанунни, Бурмилаветәр езилгәнләрниң һоқуқини.
Prov UyCyr 31:6  Бәргин шарапни өлүм гирдавида турғанларға, Бәргин шарапни қайғу-һәсрәт чәккәнләргә!
Prov UyCyr 31:7  Улар шарап ичип, унтисун өзлириниң намратлиғини, Әсләп қалмисун тартқан дәртлирини.
Prov UyCyr 31:8  Өзини ақлалмайдиғанлар үчүн сөзлигин, Аҗизларниң һоқуқи үчүн ағзиңни ачқин.
Prov UyCyr 31:9  Сүкүт қилма, адил һөкүм қилғин, Йоқсул вә муһтаҗларниң һоқуқини қоғдиғин.
Prov UyCyr 31:10  Ким алалайду пәзиләтлик аялни? Артуқтур гөһәрдинму униң қәдир-қиммити.
Prov UyCyr 31:11  Бундақ аялға дилидин ишәнч қилар ери, Кам болмас ериниң һеч нәрсиси.
Prov UyCyr 31:12  Ериға яхшилиқ қилар у өмүр бойи, Учратмас зиянға уни.
Prov UyCyr 31:13  У таллап қой жуңи вә кәндир рәхтни, Өз қолида һәвәс билән тикәр кийим-кечәкни.
Prov UyCyr 31:14  У сода кемилири кәби, Тошар жирақтин озуқ-түлүкләрни.
Prov UyCyr 31:15  Орнидин туруп у таң сүзүлмәстә, Йемәклик тәйярлар аилисидикиләргә, Иш тәхсим қилар хизмәткарлириға.
Prov UyCyr 31:16  У етизни көрүп ойланғандин кейин сетивалар, Өз әҗри билән тапқанлириға үзүмзарлиқ бәрпа қилар.
Prov UyCyr 31:17  Ишқа мәккәм бағлап у белини, Күчләндүрүп биләклирини.
Prov UyCyr 31:18  Көрәр ишлигининиң пайдисини, Кечичә өчәрмәс чириғини.
Prov UyCyr 31:19  Айландурар у қоли билән урчуқни, Егирәр бармақлири билән жипни.
Prov UyCyr 31:20  Айимас у йоқсуллардин ярдимини, Узитар һаҗәтмәнләргә ярдәм қолини.
Prov UyCyr 31:21  Қар яғсиму аилисидикиләр үчүн йоқтур әндишиси, Чүнки қелин кийиндүрүлгән уларниң һәммиси.
Prov UyCyr 31:22  Өзи тикәр у каривәт япқучлирини, Непиз кәндир, есил рәхтләрдиндур униң либаслири.
Prov UyCyr 31:23  Ери шәһәр дәрвазиси алдида ақсақаллар билән олтирар, У йәрдә униң абройи бардур.
Prov UyCyr 31:24  У кәндир рәхттин тикип сатар кийимләрни, Содигәрләргә өткүзәр бәлбағларни.
Prov UyCyr 31:25  Күч-қудрәт вә иззәт-һөрмәт униң кийими, Хошаллиқ билән күтүвалар у келәчәкни.
Prov UyCyr 31:26  У даналиқ билән сөзләр, Меһриванларчә нәсиһәт берәр.
Prov UyCyr 31:27  У аилисидики ишларни яхши башқурар, Йетип йемәс бекар.
Prov UyCyr 31:28  Пәрзәнтлири һөрмәттә уни мәдһийиләр, Ериму уни махтап мундақ дәр:
Prov UyCyr 31:29  «Пәзиләтлик аяллар көп екән, Лекин һәммисидин артуқ турарсән, ешип чүшисән».
Prov UyCyr 31:30  Алдамчидур җәлипкарлиқ, өткүнчидур һөсни-җамал, Махташқа еришәр Пәрвәрдигардин әйминидиған аял.
Prov UyCyr 31:31  Униң әмгигиниң мевилиригә лайиқ мәдһийиләңлар уни, Шәһәр дәрвазилирида махташқа ериштүрсун уни униң әҗирлири!