Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
LUKE
Up
Toggle notes
Chapter 1
Luke UyCyr 1:1  Һөрмәтлик Теофилос җанаплири, Сизгә мәлумки, нурғун кишиләр һәзрити Әйсаниң аримизда қилған ишлирини хатириләшкә киришкән еди.
Luke UyCyr 1:2  Улар хатириләштә, бу ишларни баштин-ахир өз көзи билән көрүп, Худаниң Хуш Хәви­рини тарқатқанларниң баянлирини асас қилған.
Luke UyCyr 1:3  Мән буларниң һәмми­сини баштин тәпсилий тәкшүрүп, ениқлап чиққанлиғим үчүн, буларни тәртиви бойичә йезип, сизгә мәлум қилишни лайиқ таптим.
Luke UyCyr 1:4  Буниңдики мәхсәт, сизгә һәзрити Әйса һәққидә аңлиған тәлимләр­ниң ишәнчликлигини билдүрүштур.
Luke UyCyr 1:5  Һирод падиша йәһудийлар районлирида һөкүмранлиғини жүргүзү­ватқан чағларда, Зәкәрия исимлиқ бир роһаний өткән еди. У илгирики роһаний Абия топиға тәвә болуп, өз новити кәлгәндә Йерусалимдики мәркизий ибадәтханида ишләтти. Униң аяли Елизабетму тунҗа баш роһаний Һарунниң әвлатлиридин еди.
Luke UyCyr 1:6  Улар иккилиси Худаниң нәзәридә дурус кишиләрдин болуп, Худаниң пүтүн әмир-пәрманли­риға қаттиқ әмәл қилатти.
Luke UyCyr 1:7  Амма улар пәрзәнт көрмигән еди. Чүнки Елизабет туғмас еди, униң үстигә иккилиси қерип қалған еди.
Luke UyCyr 1:8  Бир күни Зәкәрия вә униң қисмидики роһанийлар мәркизий ибадәт­ханида новити бойичә роһанийлиқ вәзиписини ада қилива­татти.
Luke UyCyr 1:9  Улар һәр күни адити бойичә ибадәтханиниң муқәддәс җайиға кирип, Худаниң һозурида исриқ селишқа бир роһаний таллаш үчүн чәк ташлатти. У күни чәк Зәкәрияға чиқти.
Luke UyCyr 1:10  У муқәддәс җайға кирип исриқ селиватқанда, ибадәткә кәлгән җамаәт ташқирида дуа қилиши­вататти.
Luke UyCyr 1:11  Туюқсиз исриқданниң оң тәрипидә Зәкәрияға Худа әвәткән бир периштә көрүнди.
Luke UyCyr 1:12  Зәкәрия қорққинидин һодуқуп кәтти,
Luke UyCyr 1:13  бирақ периштә униңға: — Әй Зәкәрия, қорқмиғин! Худа дуайиңни қобул қилди. Аялиң Елизабет саңа бир оғул туғуп бериду, униң исмини Йәһия қойғин.
Luke UyCyr 1:14  У саңа хошал-хорамлиқ елип келиду, униң дунияға келиши билән нурғун кишиләр хурсән болушиду.
Luke UyCyr 1:15  У Худаниң нәзәридә улуқ болиду, һарақ-шарап ичмәйду. У анисиниң қосиғидики вақтидин тартипла Худаниң Муқәддәс Роһиға чөмгән болиду.
Luke UyCyr 1:16  У нурғун исраилларни Рәббимиз Худаниң йолиға қайтуриду.
Luke UyCyr 1:17  У Худа тәрипидин худди Илияс пәйғәмбәргә ата қилинғандәк роһ вә күч-қудрәткә толған һалда, өзидин кейин келидиған Қутқазғучидин авал әвәтилип, ата билән балиларниң мунасивитини яңливаштин инақлаштуруп, Худаға бойсунмайдиғанларни адилларниң әқиланә йоллириға қайтуруп, хәлиқни Рәббиниң хизмитини қилишқа тәйяр қилиду, — деди.
Luke UyCyr 1:18  — Мән қерип қалдим, аялимниң йешиму бир йәргә берип қалған турса, бундақ болуши мүмкинму? Мән уни немидин биләләймән? — дәп сориди Зәкәрия периштәдин.
Luke UyCyr 1:19  Периштә: — Мән Худаниң һозуридики Җәбраил болимән. Мени Худа саңа бу Хуш Хәвәрни йәткүзүшкә әвәтти.
Luke UyCyr 1:20  Вақит-саати кәлгәндә, сөзлирим чоқум әмәлгә ашурулиду. Бирақ буниңға ишәнмигәнлигиң үчүн тилиң тутулиду. Бала туғулмиғичә зуванға кәлмәйсән, — дәпла көздин ғайип болди.
Luke UyCyr 1:21  Бу чағда Зәкәрияни күтүп турғанлар униң муқәддәс җайда немә үчүн бунчивала кечиккәнлигини чүшәнмәй һәйран болушти.
Luke UyCyr 1:22  Көпчи­лик униң муқәддәс җайдин чиқип, гәп қилалмай, қоллири арқилиқ ишарәт қилип мәхситини билдүргәнлигидин, униң муқәддәс җайда бирәр ғайибанә аламәтни көргәнлигини чүшәнди.
Luke UyCyr 1:23  Зәкәрия ибадәтханидики новәтчилик муддити тошуши биләнла өйигә қайтти.
Luke UyCyr 1:24  Дәрвәқә, узун өтмәй униң аяли Елизабет һамилдар болуп, бәш айғичә тала-түзгә чиқмиди.
Luke UyCyr 1:25  У: «Әнди Рәббим маңа яхши­лиқ қилип, мени халайиқ алдида номустин қутқузди», деди.
Luke UyCyr 1:26  Елизабет һамилдар болуп алтә ай болғанда, Худа периштә Җәбраи­лни Җәлилийә өлкисидики Насирә дегән шәһәргә, Мәрийәм исимлиқ бир қизниң қешиға әвәтти. Мәрийәм билән Давут падиша­ниң әвладидин болған Йүсүпниң вәдилишиш чейи ичкүзүлгән еди.
Luke UyCyr 1:27  Елизабет һамилдар болуп алтә ай болғанда, Худа периштә Җәбраи­лни Җәлилийә өлкисидики Насирә дегән шәһәргә, Мәрийәм исимлиқ бир қизниң қешиға әвәтти. Мәрийәм билән Давут падиша­ниң әвладидин болған Йүсүпниң вәдилишиш чейи ичкүзүлгән еди.
Luke UyCyr 1:28  Җәбраил Мәрийәмниң алдиға берип: — Салам саңа, әй Худаниң шәпқитигә муйәссәр болған қиз. Рәббим саңа ярдур! — деди.
Luke UyCyr 1:29  Буниңдин бәк тәмтирәп кәткән Мәрийәм бу сөзләрниң мәнаси немиду, дәп ойлиди.
Luke UyCyr 1:30  Җәбраил униңға: — Әй Мәрийәм, қорқмиғин. Сән Худаниң шәпқитигә ериштиң.
Luke UyCyr 1:31  Һамилдар болуп бир Оғул туғисән, исмини Әйса қойғин.
Luke UyCyr 1:32  У улуқ болиду, улуқ Худа Уни Оғлум, дәп атайду. Пәрвәрдигар Худа Уни әҗдади падиша Давутниң тәхтигә олтарғузиду.
Luke UyCyr 1:33  У Яқупниң җамаити болған исраилларниң мәңгү Падишаси болиду, Униң Падишалиғи чәксиздур, — деди.
Luke UyCyr 1:34  — Мән техи қиз турсам, бу қандақму мүмкин болсун? — дәп сориди Мәрийәм периштәдин.
Luke UyCyr 1:35  — Худаниң Муқәддәс Роһи сениң вуҗудуңға чүшиду. Улуқ Худаниң күч-қудрити саңа сайә болуп йеқинлишиду. Шуңа сәндин туғулидиған муқәддәс Пәрзәнт Худа Оғли дәп атилиду.
Luke UyCyr 1:36  Туққиниң Елизабетқа қара! Кишиләр уни туғмас дәтти. У һазир шунчә қерип қалған болсиму, униң оғулға қосақ көтәргинигә алтә ай болуп қалди.
Luke UyCyr 1:37  Чүнки Худа қилалмайдиған һеч қандақ иш йоқ, — деди Җәбраил.
Luke UyCyr 1:38  — Мән Худаниң хизмитигә тәйярмән, дегиниңиздәк болсун, — деди Мәрийәм. Шуниң билән Җәбраил униң йенидин кәтти.
Luke UyCyr 1:39  Узун өтмәй, Мәрийәм алдираш йолға чиқип, Йәһудийә өлкисиниң тағлиқ районидики бир шәһәргә барди.
Luke UyCyr 1:40  У йәрдә Зәкәрияниң өйигә кирип Елизабетқа салам бәрди.
Luke UyCyr 1:41  Елизабет Мәрийәмниң салимини аңлиғанда, қосиғидики бовақ типирлап кәтти. Елизабет Муқәддәс Роһқа чөмүп, жуқури аваз билән мундақ деди: — Аяллар ичидә әң бәхитлик аялсән, қосиғиңдики бовақму бәхит­ликтур.
Luke UyCyr 1:42  Елизабет Мәрийәмниң салимини аңлиғанда, қосиғидики бовақ типирлап кәтти. Елизабет Муқәддәс Роһқа чөмүп, жуқури аваз билән мундақ деди: — Аяллар ичидә әң бәхитлик аялсән, қосиғиңдики бовақму бәхит­ликтур.
Luke UyCyr 1:43  Рәббимниң аниси болуш сүпитиң билән мени йоқлап кели­шиңгә мунасип әмәсмән.
Luke UyCyr 1:44  Салимиң қулиғимға киргәндә, қосиғим­дики бовақ сөйүнүп, типирлап кәтти.
Luke UyCyr 1:45  Сән «Худа маңа бәргән вәдисини җәзмән әмәлгә ашуриду», дәп ишәнгәчкә, нәқәдәр бәхитликсән!
Luke UyCyr 1:46  Мәрийәмму хуш болуп мундақ деди: «Қәлбимдин улуқлаймән Рәббимни,
Luke UyCyr 1:47  Қутқузғучим Худа қилди хурсән дилимни,
Luke UyCyr 1:48  Яд әтти У мәндәк әрзимәс бир қулини. Әвлаттин әвлатқичә бәхитлик, дәп атилармән шундин бери,
Luke UyCyr 1:49  Чүнки қадир Худа мән үчүн яратти улуқ ишларни. Муқәддәстур Униң нами,
Luke UyCyr 1:50  Меһир-шәпқәт қилар У садақәтмәнләргә әвлаттин-әвлатқичә.
Luke UyCyr 1:51  Күчлүк қолини созуп, тар-мар қилди Һейлә-микирлик тәкәббурларни.
Luke UyCyr 1:52  Тәхтидин чүшәрди У күчлүк һөкүмдарларни, Көтәрди әрзимәсләрниң қәддини.
Luke UyCyr 1:53  Сориғанлирини бәрди еһтияҗлиқларға, Қуруқ қол қайтурди Худаға еһтияҗсиз биз, дәп қариған байларни.
Luke UyCyr 1:54  Қилған вәдисини есидә тутуп, биз исраилларға рәһим қилди.
Luke UyCyr 1:55  Чүнки У әҗдадимиз Ибраһим һәм униң әвлатлириға ‹ Әвладиңға мәңгү меһир-шәпқәт көрситимән ›, дәп вәдә қилған еди».
Luke UyCyr 1:56  Мәрийәм Елизабетниң йенида үч айдәк туруп, өз өйигә қайтти.
Luke UyCyr 1:57  Елизабетниң ай-күни тошуп, бир оғул туғди.
Luke UyCyr 1:58  Худаниң униңға шун­чә чоң меһир-шәпқәт көрсәткәнлигини аңлиған холум-хошнилири вә уруқ-туққанлири униң билән бирликтә хошаллиққа чөмди.
Luke UyCyr 1:59  Бовақ туғулуп сәккиз күн болғанда, уруқ-туққанлар келип, бали­ниң хәтнисини қилип, униңға Зәкәрия дәп атисиниң исмини қой­мақчи болушти.
Luke UyCyr 1:60  Бирақ аниси: — Яқ! Исми Йәһия болсун, — деди.
Luke UyCyr 1:61  — Болмайду! Уруқ-җамаитиңиз ичидә бундақ исимдикиләр йоққу! — дейишти уруқ-туққанлар қарши туруп.
Luke UyCyr 1:62  Андин улар балиниң атисидин пәрзәндигә немә исим қоюшни халайди­ғанлиғини ишарәт билән сорашти.
Luke UyCyr 1:63  Зәкәрия бир парчә тахтайни әкәлдүрүп, «Исми Йәһия болсун», дәп язди. Көпчилик интайин һәйран қелишти.
Luke UyCyr 1:64  Дәл шу чағда Зәкәрия қайта зуванға келип, Худаға мәдһийә ейтишқа башлиди.
Luke UyCyr 1:65  Көпчилик Худаниң бу мөҗүзисини көрүп, әйминип кәтти. Бу хәвәр Йәһудийә өлкисиниң тағлиқ районлириға тарқалди.
Luke UyCyr 1:66  Бу иштин хәвәр тапқучилар: «Бу бала кәлгүсидә қандақ адәм болар?» дәп ойлашти, чүнки Худаниң күч-қудрити униңға яр еди.
Luke UyCyr 1:67  Андин Йәһияниң атиси Зәкәрия Муқәддәс Роһқа чөмүп, пәйғәм­бәрлик сөз йәткүзүп, мундақ деди:
Luke UyCyr 1:68  «Пәрвәрдигар, йәни исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаға мәдһийиләр ейтилсун! Чүнки У шапаәт қилип, хәлқини қутқузди.
Luke UyCyr 1:69  У улуқ пәйғәмбәрлири арқилиқ вәдә қилғинидәк, Бизни дүшмәнлиримиздин вә яман көргәнләрдин қутқузуш үчүн, Хизмәткари болған падиша Давутниң әвладидин бир күчлүк Қутқазғучи тиклиди.
Luke UyCyr 1:70  У улуқ пәйғәмбәрлири арқилиқ вәдә қилғинидәк, Бизни дүшмәнлиримиздин вә яман көргәнләрдин қутқузуш үчүн, Хизмәткари болған падиша Давутниң әвладидин бир күчлүк Қутқазғучи тиклиди.
Luke UyCyr 1:71  У улуқ пәйғәмбәрлири арқилиқ вәдә қилғинидәк, Бизни дүшмәнлиримиздин вә яман көргәнләрдин қутқузуш үчүн, Хизмәткари болған падиша Давутниң әвладидин бир күчлүк Қутқазғучи тиклиди.
Luke UyCyr 1:72  Әҗдатлиримизға илтипат әйләп, Муқәддәс келишимини есигә алди.
Luke UyCyr 1:73  У әҗдадимиз Ибраһимға: ‹ Мән әвлатлириңни дүшмәнлиридин қутқузимән, Вә уларни өмүр бойи Өз алдимда, Садақәтмәнлик вә һәққанийлиқ билән, Дүшмәнлиридин қорқмай, Маңа ибадәт қилидиған қилимән ›, дәп қәсәм бәргән.
Luke UyCyr 1:74  У әҗдадимиз Ибраһимға: ‹ Мән әвлатлириңни дүшмәнлиридин қутқузимән, Вә уларни өмүр бойи Өз алдимда, Садақәтмәнлик вә һәққанийлиқ билән, Дүшмәнлиридин қорқмай, Маңа ибадәт қилидиған қилимән ›, дәп қәсәм бәргән.
Luke UyCyr 1:75  У әҗдадимиз Ибраһимға: ‹ Мән әвлатлириңни дүшмәнлиридин қутқузимән, Вә уларни өмүр бойи Өз алдимда, Садақәтмәнлик вә һәққанийлиқ билән, Дүшмәнлиридин қорқмай, Маңа ибадәт қилидиған қилимән ›, дәп қәсәм бәргән.
Luke UyCyr 1:76  Саңа кәлсәк, әй балам, Сәнму улуқ Худаниң пәйғәмбири, дәп атилисән. Рәббимизниң йоллирини тәйярлаш үчүн һазирлиғучи болисән.
Luke UyCyr 1:77  Униң хәлқигә: ‹ Гуналириңлар кәчүрүм қилинип қутқузулисиләр! › дәп уқтурисән.
Luke UyCyr 1:78  Чүнки Худайимиз шәпқәтлик вә рәһимдилдур, У асмандин таң шәпиғини елип келәр бизгә. У нурини чачар, Қараңғулуқ вә өлүм көләңгиси илкидә яшаватқанларға, Башлар бизләрни аманлиқ йолиға».
Luke UyCyr 1:79  Чүнки Худайимиз шәпқәтлик вә рәһимдилдур, У асмандин таң шәпиғини елип келәр бизгә. У нурини чачар, Қараңғулуқ вә өлүм көләңгиси илкидә яшаватқанларға, Башлар бизләрни аманлиқ йолиға».
Luke UyCyr 1:80  Йәһия күндин-күнгә чоң болуп, роһий җәһәттин йетилип қалди. У Исраил җамаити алдида Худаниң хизмитини қилишни башлиғичә, чөлләрдә яшап кәлди.
Chapter 2
Luke UyCyr 2:1  Йәһия пәйғәмбәр туғулған күнләрдә Рим императори Авғустус Рим империясидики барлиқ хәлиққә нопус тизимлаш буйруғини чүшәрди.
Luke UyCyr 2:2  Тунҗа қетимлиқ бу нопус тизимлаш, Киринийниң Сурийә өлкисигә һаким болуп турған вақтида елип берилған еди.
Luke UyCyr 2:3  Чүширилгән буйруқ бойичә һәммә адәм нопусқа тизимлиниш үчүн өз жутлириға қайтишти.
Luke UyCyr 2:4  Шуниң билән падиша Давутниң әвладидин болған Йүсүпму Җәли­лийә өлкисидики Насирә шәһиридин чиқип, Йәһудийә өлкисидики падиша Давутниң жути Бәйтләһәм йезисиға кәтти.
Luke UyCyr 2:5  У кәлгүси аяли Мәрийәмниму тизимлинишқа биллә елип барди. Мәрийәм болса һамилдар еди.
Luke UyCyr 2:6  Улар Бәйтләһәм йезисида турған вақтида Мәрийәм­ниң ай-күни тошуп қалди.
Luke UyCyr 2:7  Бирақ меһманханиларда уларға өй чиқми­ғачқа, бир атханида турушқа мәҗбур болди. Мәрийәм шу йәрдә тунҗа Оғлини туғуп, закилап, атниң оқуриға ятқузди.
Luke UyCyr 2:8  Бәйтләһәм йезисиниң әтрапида бәзи падичилар далада түнәп, падилириға қаратти.
Luke UyCyr 2:9  Шу күни уларға Худаниң бир периштәси көрүнүп, Худаниң парлақ нури уларниң әтрапини йорутувәтти. Улар интайин қорқуп кәтти.
Luke UyCyr 2:10  Бирақ периштә уларға: — Қорқмаңлар! Мән силәргә пүтүн хәлиқни хошал қилидиған бир Хуш Хәвәрни йәткүзимән.
Luke UyCyr 2:11  Бүгүн падиша Давутниң жути Бәйтләһәм йезисида Рәббиңлар болған Қутқазғучи-Мәсиһ дунияға кәлди!
Luke UyCyr 2:12  «Уни қандақ тоналаймиз?» дәп сорисаңлар, у йәргә бериң­лар. Шу чағда атниң оқуриға ятқузулған закилақлиқ бир Бовақни көрисиләр. Бу силәргә берилгән бәлгүдур, — деди.
Luke UyCyr 2:13  Бирдинла һелиқи периштәниң әтрапида башқа нурғунлиған периштәләр пәйда болуп, Худани мәдһийиләп:
Luke UyCyr 2:14  «Әң бүйүктики Худаға шан-шәрәпләр болсун! Униң йәр йүзидә йеқин көргән бәндилиригә аманлиқ болсун!» дейишти.
Luke UyCyr 2:15  Периштәләр улардин айрилип асманға чиқип кәткәндин кейин, падичилар бир-биригә: — Бәйтләһәм йезисиға берип, Худа бизгә уқтурған бу вақиәни көрүп келәйли, — дейишти.
Luke UyCyr 2:16  Улар дәрһал Бәйтләһәмгә берип, Мәрийәм билән Йүсүпни тепип, оқурда ятқан Бовақни көрди.
Luke UyCyr 2:17  Падичилар әһвални көргәндин кейин, периштә ейтқан Бовақ һәққидики сөзләрни кишиләргә йәткүзди.
Luke UyCyr 2:18  Буни аңлиғанларниң һәммиси падичиларниң дегинигә һәйран қелишти.
Luke UyCyr 2:19  Мәрийәм болса, бу ишларниң һәммисини өз көңлидә сақлап, чоңқур ойлиди.
Luke UyCyr 2:20  Падичилар қайтишип, Худаға мәдһийә ейтишти. Чүнки көргән вә аңлиғанлириниң һәммиси периштәниң ейтқинидәк болуп чиққан еди.
Luke UyCyr 2:21  Бовақ туғулуп сәккизинчи күни Униң хәтниси қилинди вә Әйса дәп исим қоюлди. Бу периштә У техи анисиниң қосиғида пәйда болмиған вақиттила қойған исим еди.
Luke UyCyr 2:22  Мәрийәмниң қирқи тошқанда, Худаниң Муса пәйғәмбәргә бәргән әмридики «Тунҗа оғул Худаға мәнсүп» дегән бәлгүлимигә асасән, Йүсүп билән Мәрийәм Балини мәркизий ибадәтханида Худаға аташ үчүн, Йерусалимға елип барди.
Luke UyCyr 2:23  Мәрийәмниң қирқи тошқанда, Худаниң Муса пәйғәмбәргә бәргән әмридики «Тунҗа оғул Худаға мәнсүп» дегән бәлгүлимигә асасән, Йүсүп билән Мәрийәм Балини мәркизий ибадәтханида Худаға аташ үчүн, Йерусалимға елип барди.
Luke UyCyr 2:24  Униңдин башқа, Худаниң Тәвраттики әмри бойичә, бир аялниң туғуттин кейин тазилиниши үчүн, бир җүп пахтәк яки икки кәптәр балисини ибадәтханида роһанийларниң қурванлиқ қилишиға апирип бериши керәк еди.
Luke UyCyr 2:25  Шу чағларда Йерусалимда Шимон исимлиқ бир киши өткән болуп, Худаға садақәтмән, бу дурус адәм Худаниң исраилларға тәсәл­ла беридиған Қутқазғучини әвәтишини интизарлиқ билән күткән еди. Муқәддәс Роһ униңға яр еди.
Luke UyCyr 2:26  У Муқәддәс Роһтин кәлгән аяндин өзиниң һаят вақтида Пәрвәрдигар тайинлиған Қутқазғучи-Мәсиһни көрәләйдиғанлиғини билгән еди.
Luke UyCyr 2:27  Йүсүп билән Мәрийәм ибадәтханиға барған күни Муқәддәс Роһ Шимонниму ибадәтханиға башлап барди. Һәзрити Әйсаниң ата-аниси Балини көтирип кирип, Тәвратта бәлгүләнгән ишларни ада қилмақчи болуватқанда,
Luke UyCyr 2:28  Шимон уларниң алдиға берип Балини қучиғиға елип, Худаға мундақ мәдһийә ейтти:
Luke UyCyr 2:29  «Әй Егәм, сөзүңдә турдуң Сән. Әнди бу аләмдин кәтсәм, разимән.
Luke UyCyr 2:30  Чүнки дегиниңдәк өз көзүм билән көрдүм,
Luke UyCyr 2:31  Пүтүн инсанларға һазирлиған Қутқазғучиңни.
Luke UyCyr 2:32  У Сениң Кимлигиңни пүтүн йәһудий әмәсләргә билдүридиған Нурдур, Хәлқиң исраилларниң шан-шәривидур!»
Luke UyCyr 2:33  Балиниң ата-аниси Шимонниң Бала һәққидә ейтқанлириға һәйран қелишти.
Luke UyCyr 2:34  Шимон уларға бәхит тиләп, Мәрийәмгә мундақ деди: — Мана! Бу Бала Худа тәрипидин Исраилдики нурғун киши­ләрниң һалак болуши вә нурғун кишиләрниң қутқузулуши үчүн тайинланди. Гәрчә У Худаниң бешарити болсиму, нурғун кишиләр Уни һақарәтләп, рәт қилиду.
Luke UyCyr 2:35  Шуниң билән уларниң көңлидики мәхпий ғәрәзләр ашкарилиниду. Униң рәт қилиниши билән, сениң жүригиңгә өткүр бир қилич санчилғандәк, қәлбиң қайғудин өртиниду.
Luke UyCyr 2:36  Ибадәтханида Ашир қәбилисидин болған Пануилниң қизи Һанна исимлиқ қерип қалған бир аял пәйғәмбәрму бар болуп, у турмушқа чиқип, ери билән йәттә жил биллә яшап,
Luke UyCyr 2:37  кейин тул қалған еди. У сәксән төрт яшқа киргән болуп, ибадәтхана һойлилиридин чиқмай, роза тутуп, кечә-күндүз дуа қилип, Худаға ибадәт қилатти.
Luke UyCyr 2:38  Шимон гепини түгитиши билән, Һанна йетип келип Худаға шүкүр ейтти һәм исраилларниң қутқузулушини күтүватқан барлиқ халайиққа Бала тоғрисида сөз қилди.
Luke UyCyr 2:39  Йүсүп билән Мәрийәм Тәвратта бәлгүләнгән ишларниң һәмми­сини ада қилғандин кейин, Җәлилийә өлкисидики өз жути Насирә шәһиригә қайтти.
Luke UyCyr 2:40  Һәзрити Әйса чоң болғансири сағлам вә әқил-парасәтлик болуп йетишти. Худаниң меһир-шәпқитиму Униңға яр болуп кәлди.
Luke UyCyr 2:41  Һәзрити Әйсаниң ата-аниси һәр жили «Өтүп кетиш» һейтида Йерусалимға баратти.
Luke UyCyr 2:42  Һәзрити Әйса он икки яшқа киргән жили, улар Уни елип, адити бойичә Йерусалимға йәнә барди.
Luke UyCyr 2:43  Һейт түгигәндин кейин ата-аниси өйигә қарап йол алди, һәзрити Әйса болса Йерусалимда қалди. Бу иштин ата-анисиниң хәвири йоқ еди,
Luke UyCyr 2:44  чүнки улар һәзрити Әйсани һәмралири билән биллә келиватиду, дәп ойлиған еди. Бир күн йол жүргәндин кейин, улар туққан-бурадәрлири арисидин Уни издәшкә башлиди.
Luke UyCyr 2:45  Издәп тапалмиғандин кейин, кәйнигә йенип Йерусалимға берип издиди.
Luke UyCyr 2:46  Үчинчи күни һәзрити Әйсани мәркизий ибадәтхана һойлисида Тәврат устазлириниң арисида олтирип, уларниң тәлимлирини аңлап, улардин соал сораватқанниң өзидә тапти.
Luke UyCyr 2:47  Униң сөзлирини аңлиған­ларниң һәммиси Униң әқлигә вә бәргән җаваплириға һәйран қелишти.
Luke UyCyr 2:48  Ата-анисиму буни көрүп наһайити һәйран қелишти, бирақ аниси Униңға: — Вай Балам! Немишкә бизгә уқтурмай қелип қалдиң? Дадаң икки­миз Сәндин бәк әнсирәп, издимигән йеримиз қалмиди! — деди.
Luke UyCyr 2:49  — Издәшниң немә һаҗити? Һәҗәва, силәр Мениң чоқум Атам­ниң өйидә болидиғанлиғимни билмәмдиңлар? — дәп җавап бәрди һәзрити Әйса.
Luke UyCyr 2:50  Лекин улар бу сөзниң мәнасини чүшәнмиди.
Luke UyCyr 2:51  Һәзрити Әйса улар билән Насирә шәһиригә қайтти. У һәр қандақ ишта ата-анисиниң гепигә кирәтти. Аниси йүз бәргән бу ишларниң һәммисини көңлидә чиң сақлиди.
Luke UyCyr 2:52  Шундақ қилип, һәзрити Әйсаниң бой-турқи вә әқил-парасити йетилип, Худаниң вә кишиләрниң зоқини кәлтүридиған болди.
Chapter 3
Luke UyCyr 3:1  Рим императори Тибериюсниң һөкүмранлиғиниң он бәшин­чи жили Худадин чөлдә яшаватқан Зәкәрияниң оғли Йәһияға сөз кәлди. Шу чағда Йәһудийә өлкисидә Понтий Пилатус һаким еди. Һирод хан Җәлилийә өлкисидә, Һирод ханниң иниси Филип хан Итурийә-Трахонитис өлкисидә, Лисаняс хан Абилиний өлкисидә һакимийәт жүргүзүвататти. Һаннандин кейин Қаяпа баш роһанийлиқ қиливататти.
Luke UyCyr 3:2  Рим императори Тибериюсниң һөкүмранлиғиниң он бәшин­чи жили Худадин чөлдә яшаватқан Зәкәрияниң оғли Йәһияға сөз кәлди. Шу чағда Йәһудийә өлкисидә Понтий Пилатус һаким еди. Һирод хан Җәлилийә өлкисидә, Һирод ханниң иниси Филип хан Итурийә-Трахонитис өлкисидә, Лисаняс хан Абилиний өлкисидә һакимийәт жүргүзүвататти. Һаннандин кейин Қаяпа баш роһанийлиқ қиливататти.
Luke UyCyr 3:3  Худадин кәлгән сөз бойичә Йәһия пәйғәмбәр Иордан дәрияси вадисидики районларни кезип жүрүп: — Яман йоллириңлардин йенип, товва қилиңлар! Товва қилған­лиғиңларни билдүрүш үчүн чөмүлдүрүшни қобул қилиңлар. Шундақ қилғанда, Худа силәрни кәчүрүм қилиду! — дәп җакалиди.
Luke UyCyr 3:4  Бу һәқтә Йәшая пәйғәмбәр Муқәддәс Язмиларда мундақ дәп язған еди: «Баяванда бир киши: ‹ Дилиңларни Рәббимизниң келишигә тәйяр қилиңлар! Униң йоллирини түз қилиңлар!
Luke UyCyr 3:5  Җилғилар толтурулиду, Чоң-кичик тағлар пәслитилиду, Әгри йоллар түзлиниду, Егиз-пәс йоллар тәкшилиниду.
Luke UyCyr 3:6  Шундақ қилип, пүтүн инсан Худаниң қутқузуш йолини көрәләйдиған болиду! › дәп җар салиду».
Luke UyCyr 3:7  Халайиқ Йәһия пәйғәмбәрниң алдиға чөмүлдүрүшни қобул қилиш үчүн топ-топ болуп келишти. Бирақ Йәһия пәйғәмбәр уларға: — Әй сахтипәз иланлар! Товва қилмай, Худадин келидиған ғәзәптин қечип қутулуш үчүн чөмүлдүрүшни қобул қилайли, дегиниңлар қан­дақ гәп?!
Luke UyCyr 3:8  Әгәр «Гуналиримизға товва қилдуқ» десәңлар, уни һәрики­тиңлар билән испатлаңлар. Униң үстигә өзәңларчә «Биз Ибраһимниң әвлади болғанлиғимиз үчүн, Худа гуналиримизни чоқум кәчүриду», дәп ойлап жүрмәңлар! Худа бовимиз Ибраһимға мошу ташлардинму пәрзәнтләрни яритип берәләйду.
Luke UyCyr 3:9  Палта дәрәқниң йилтизиға йеқинлашқандәк, Худаниң ғәзиви әнди силәргә йетип келиш алдида. Яхши мевә бәрмәйдиған дәрәқләр кесилип отқа ташлиниду, — деди.
Luke UyCyr 3:10  Көпчилик униңдин: — Ундақта, биз қандақ қилишимиз керәк? — дәп сориди.
Luke UyCyr 3:11  — Икки қур кийими барлар, бир қурини йоқларға бәрсун, йәйди­ғини барларму шундақ қилсун, — дәп җавап бәрди Йәһия пәйғәмбәр.
Luke UyCyr 3:12  Хәлиқни алдайдиған бәзи баҗгирларму чөмүлдүрүшни қобул қилғили Йәһия пәйғәмбәрниң алдиға келип: — Устаз, биз қандақ қилимиз? — дәп сориди.
Luke UyCyr 3:13  — Бәлгүләнгәндин артуқ баҗ алмаңлар, — деди Йәһия пәйғәмбәр уларға.
Luke UyCyr 3:14  Бәзи ләшкәрләрму униңдин: — Бизчу? Қандақ қилишимиз керәк? — дәп сорашти. Йәһия пәйғәмбәр уларға: — Башқиларниң пулини зорлуқ яки төһмәтләр билән еливал­маңлар. Иш һәққиңларға рази болуңлар, — деди.
Luke UyCyr 3:15  Хәлиқ Қутқазғучи-Мәсиһниң келишини үмүт билән күтмәктә еди. Һәммиси Йәһия пәйғәмбәрни көрүп, ичидә «Қутқазғучи мошу кишимиду?» дәп ойлашти.
Luke UyCyr 3:16  Шуниң үчүн Йәһия пәйғәмбәр уларға: — Мән силәрни суғила чөмүлдүримән. Лекин мәндин кейин техиму қудрәтлик Бири келиду. Мән һәтта Униң айиғиниң жиплирини йешишкиму лайиқ әмәсмән. У силәрни Муқәддәс Роһқа һәм отқа чөмдү­риду.
Luke UyCyr 3:17  У қолидики күрәк билән хамандики сап буғдайни амбарға, саминини өчмәс отқа ташлайдиған адәмгә охшаш, һәммә инсанни айрийду, — деди.
Luke UyCyr 3:18  Йәһия пәйғәмбәр һәр хил йоллар билән хәлиққә несиһәт қилди вә Хуш Хәвәрни йәткүзди.
Luke UyCyr 3:19  Униңдин башқа, Йәһия пәйғәмбәр Һирод ханни өгәй акисиниң аяли Һиродийәни тартивалғанлиғи вә нурғунлиған яман ишларни қилғанлиғи үчүн әйиплиди.
Luke UyCyr 3:20  Нәтиҗидә Һирод хан техиму еғир яман иштин бирни қилди, йәни Йәһия пәйғәмбәрни зинданға ташлиди.
Luke UyCyr 3:21  Йәһия пәйғәмбәр зинданға ташлиништин бурун, нурғун адәм униңдин чөмүлдүрүшни қобул қилған еди. Шу чағда һәзрити Әйсаму чөмүлдүрүшни қобул қилди. У дуа қиливатқанда, асман ечилди.
Luke UyCyr 3:22  Муқәддәс Роһ кәптәр һалитидә асмандин чүшүп, Униң үстигә қонди. Андин асмандин Худаниң: «Сән Мениң сөйүмлүк Оғлум, Мән Сәндин хурсәнмән!» дегән авази аңланди.
Luke UyCyr 3:23  Һәзрити Әйса Худа йолида хизмәт қилишқа киришкән вақитта оттуз яшларда еди. Кишиләрниң нәзәридә У Йүсүпниң Оғли еди. Йүсүп Елийниң оғли,
Luke UyCyr 3:24  Елий Мәттатниң оғли, Мәттат Лавийниң оғли, Лавий Мәлкийниң оғли, Мәлкий Яннайниң оғли, Яннай Йүсүпниң оғли,
Luke UyCyr 3:25  Йүсүп Мататияниң оғли, Мататия Амосниң оғли, Амос Наһумниң оғли, Наһум Һеслиниң оғли, Һесли Нағайниң оғли,
Luke UyCyr 3:26  Нағай Маһатниң оғли, Маһат Мататияниң оғли, Мататия Шимийниң оғли, Шимий Йосехниң оғли, Йосех Юданиң оғли,
Luke UyCyr 3:27  Юда Йоананниң оғли, Йоанан Ресаниң оғли, Реса Зерубабилниң оғли, Зерубабил Шалтийәлниң оғли, Шалтийәл Нәрийниң оғли,
Luke UyCyr 3:28  Нәрий Мәлкийниң оғли, Мәлкий Адиниң оғли, Ади Қосамниң оғли, Қосам Елмадамниң оғли, Елмадам Ерниң оғли,
Luke UyCyr 3:29  Ер Йәшуниң оғли, Йәшу Елийәзәрниң оғли, Елийәзәр Йоримниң оғли, Йорим Мәттатниң оғли, Мәттат Лавийниң оғли,
Luke UyCyr 3:30  Лавий Шимонниң оғли, Шимон Йәһуданиң оғли, Йәһуда Йүсүпниң оғли, Йүсүп Йонамниң оғли, Йонам Әляқимниң оғли,
Luke UyCyr 3:31  Әляқим Мелеаһниң оғли, Мелеаһ Мәннаниң оғли, Мәнна Мататаниң оғли, Матата Натанниң оғли, Натан Давутниң оғли,
Luke UyCyr 3:32  Давут Йишайниң оғли, Йишай Обидниң оғли, Обид Боазниң оғли, Боаз Салмонниң оғли, Салмон Наһшонниң оғли, Наһшон Аминадабниң оғли,
Luke UyCyr 3:33  Амминадаб Рамниң оғли, Рам Һесронниң оғли, Һесрон Парәсниң оғли, Парәс Йәһуданиң оғли,
Luke UyCyr 3:34  Йәһуда Яқупниң оғли, Яқуп Исһақниң оғли, Исһақ Ибраһимниң оғли, Ибраһим Тәраһниң оғли, Тәраһ Наһорниң оғли,
Luke UyCyr 3:35  Наһор Серухниң оғли, Серух Рағуниң оғли, Рағу Пәләгниң оғли, Пәләг Әбәрниң оғли, Әбәр Шалаһниң оғли,
Luke UyCyr 3:36  Шалаһ Қенанниң оғли, Қенан Арпахшадниң оғли, Арпахшад Самниң оғли, Сам Нуһниң оғли, Нуһ Ламикниң оғли,
Luke UyCyr 3:37  Ламик Мәтушәлаһниң оғли, Мәтушәлаһ Һанухниң оғли, Һанух Яретниң оғли, Ярет Маһалалилниң оғли, Маһалалил Қенанниң оғли,
Luke UyCyr 3:38  Қенан Еношниң оғли, Енош Шитниң оғли, Шит Адәм атиниң оғли, Адәм ата болса, Худаниң оғли еди.
Chapter 4
Luke UyCyr 4:1  Һәзрити Әйса Муқәддәс Роһқа чөмүп, Иордан дәриясидин қайтип кәлгәндин кейин, Муқәддәс Роһ Уни чөл-баяванға елип барди.
Luke UyCyr 4:2  Һәзрити Әйса у йәрдә қириқ күн шәйтан тәрипидин синалди. У җәриянда һеч нәрсә йемиди. Бу вақит тошқанда, Униң қосиғи таза ачқан еди.
Luke UyCyr 4:3  Буни билгән шәйтан Униңға: — Әгәр Сән расттинла Худа Оғли болсаң, мошу ташни нанға айлан­дуруп йә! — деди.
Luke UyCyr 4:4  Һәзрити Әйса униңға җававән: — Тәвратта: «Инсан пәқәт нан биләнла яшимайду», дәп йезилған, — деди.
Luke UyCyr 4:5  Шәйтан йәнә Уни егиз җайға чиқирип, көзни жумуп ачқичә Униң­ға дуниядики барлиқ дөләтләрни көрситип:
Luke UyCyr 4:6  — Әгәр маңа сәҗдә қилсаң, мана бу дөләтләргә һөкүмранлиқ қилиш һоқуқи вә шан-шавкәтләрниң һәммисини Саңа тәғдим қилимән. Чүнки буларниң һәммиси маңа тапшурулди. Мән уни кимгә беришни халисам, шуниңға беримән, — деди.
Luke UyCyr 4:7  — Әгәр маңа сәҗдә қилсаң, мана бу дөләтләргә һөкүмранлиқ қилиш һоқуқи вә шан-шавкәтләрниң һәммисини Саңа тәғдим қилимән. Чүнки буларниң һәммиси маңа тапшурулди. Мән уни кимгә беришни халисам, шуниңға беримән, — деди.
Luke UyCyr 4:8  Һәзрити Әйса җавап берип, мундақ деди: — Тәвратта: «Рәббиңлар болған Худағила ибадәт қилиңлар, пәқәт Униңғила хизмәт қилиңлар!» дейилгән.
Luke UyCyr 4:9  Андин шәйтан һәзрити Әйсани Йерусалимға елип барди вә мәрки­зий ибадәтханиниң әң егиз җайиға чиқирип, мундақ деди: — Худа Оғли болсаң, мошу йәрдин сәкрәп баққина!
Luke UyCyr 4:10  Чүнки Тәвратта: «Худа периштәлиригә Сени қоғдаш тоғрилиқ әмир қилған,
Luke UyCyr 4:11  путуңниң ташларға урулмаслиғи үчүн, Сени қоллирида тутувалиду», дәп йезилған әмәсму?
Luke UyCyr 4:12  — Тәвратта: «Рәббиңлар Худани синап беқишқа болмайду!» дәпму йезилған, — деди һәзрити Әйса.
Luke UyCyr 4:13  Шәйтан һәр хил усулда һәзрити Әйсани синап аздуралмиғандин кейин, Уни вақитлиқ ташлап кетип қалди.
Luke UyCyr 4:14  Һәзрити Әйса Муқәддәс Роһниң күч-қудритигә чөмгән һалда Җәли­лийә өлкисигә қайтип кәлди. Узун өтмәй, Униң нами шу әтраптики районларға тарқалди.
Luke UyCyr 4:15  У ибадәтханиларда кишиләргә тәлим берип, уларниң махтишиға сазавәр болди.
Luke UyCyr 4:16  У Өз жути Насирә шәһиригә келип, дәм елиш күни адәттикидәк ибадәт­ханиға барди. У өрә туруп Муқәддәс Язмиларни оқумақчи бол­ғанда,
Luke UyCyr 4:17  ибадәтхана хизмәтчиси Униңға Йәшая пәйғәмбәрниң Язми­сини бәрди. У уни ечип, мону айәтләр йезилған йәрни тепип оқуди:
Luke UyCyr 4:18  «Худаниң Роһи Мениң вуҗудумда. Чүнки У Мени кәмбәғәлләргә Хуш Хәвәр йәткүзүшкә таллап, күч-қудрәт ата қилди. У Мени тутқунларға: ‹ Азат болисиләр! › қарғуларға: ‹ Көрәләйдиған болисиләр! › дәп җакалашқа әвәтти. Худа Мени езилгәнләрни әркинликкә ериштүрүшкә, Худаниң хәлқини қутқузуш вақтиниң йетип кәлгәнлигини уқтурушқа әвәтти».
Luke UyCyr 4:19  «Худаниң Роһи Мениң вуҗудумда. Чүнки У Мени кәмбәғәлләргә Хуш Хәвәр йәткүзүшкә таллап, күч-қудрәт ата қилди. У Мени тутқунларға: ‹ Азат болисиләр! › қарғуларға: ‹ Көрәләйдиған болисиләр! › дәп җакалашқа әвәтти. Худа Мени езилгәнләрни әркинликкә ериштүрүшкә, Худаниң хәлқини қутқузуш вақтиниң йетип кәлгәнлигини уқтурушқа әвәтти».
Luke UyCyr 4:20  Һәзрити Әйса Язмини йепип ибадәтхана хизмәтчисигә қайтуруп бәргәндин кейин, тәлим бәргили олтарди. Пүтүн ибадәтханидикиләр көзлирини Униңдин үзмәй қарап олтиришти.
Luke UyCyr 4:21  У көпчиликкә: — Силәр аңлиған бу айәт бүгүн әмәлгә ашурулди, — деди.
Luke UyCyr 4:22  Буни аңлиған көпчилик Униң яхши гепини қилишти вә Униң меһир-шәпқәтлик сөзлиригә һәйран қелишти. Бирақ бәзиләр: — Қандақ гәп? Бу Йүсүпниң оғли әмәсму? — дейишти.
Luke UyCyr 4:23  Һәзрити Әйса сөзини давамлаштуруп: — Силәр чоқум Маңа «Әй тевип, авал өзәңни сақайт!» дегән тәм­силни әслитип, «Кәпәрнаһум шәһиридә яратқан мөҗүзилириңдин хәвәр таптуқ. Әнди Өз жутуңдиму бирәр карамәт көрсәтмәмсән?» демәкчи болуватисиләр.
Luke UyCyr 4:24  Бирақ шуни билип қоюңларки, һеч қандақ пәйғәмбәр өз жутида һәргиз қарши елинмайду.
Luke UyCyr 4:25  Илияс пәйғәмбәр вақтида уда үч жил алтә ай ямғур яғмай, Исраилниң һәммә йеридә қурғақчилиқ йүз бәргән болуп, у йәрдиму ачарчилиқта қалған нурғун бечарә тул аяллар бар еди.
Luke UyCyr 4:26  Бирақ улар Худани рәт қилғачқа, гәрчә Илияс пәйғәмбәр йәһудий болсиму, уларниң һеч қайсисиға ярдәм беришкә әвәтилмигән. Әксичә Сидон вилайитиниң Сәрәпәт шәһири­дики йәһудий әмәс һелиқи тул аялғила мөҗүзә көрситишкә әвәтилгән.
Luke UyCyr 4:27  Йәнә шуниңға охшаш, Елиша пәйғәмбәр заманида Исраилда мохо кесилигә гириптар болғанлар нурғун болсиму, лекин улар Худани рәт қилғачқа, Елиша пәйғәмбәр һелиқи Сурийәлик Наман исимлиқ йәһудий әмәс кишинила сақайтишқа әвәтилгән! — деди.
Luke UyCyr 4:28  Ибадәтханидикиләр бу сөзләрни аңлап, Униң: «Худа әнди силәргә әмәс, бәлки йәһудий әмәсләргә меһир-шәпқәт көрситиду!» демәкчи болғанлиғини билип, дәрғәзәпкә кәлди.
Luke UyCyr 4:29  Һәммиси орнидин турушуп, һәзрити Әйсани яр үстигә қурулған бу шәһәрниң сиртиға һайдап апирип, ярдин жиқитип өлтүрмәкчи болушти.
Luke UyCyr 4:30  Бирақ һәзрити Әйса кишиләр арисидин бемалал меңип чиқип кәтти.
Luke UyCyr 4:31  Һәзрити Әйса Җәлилийә өлкисиниң Кәпәрнаһум шәһиригә қайтип барди. У йәрдә йәһудийлар дәм алидиған шәнбә күнлири ибадәт­ханиға берип, хәлиққә тәлим берип турди.
Luke UyCyr 4:32  Униң тәлимини аңлиғанлар һәйран қелишти. Чүнки У Худадин кәлгән алаһидә һоқуқ билән тәлим бәрди.
Luke UyCyr 4:33  Ибадәтханида җин чаплашқан бир киши болуп, униңдики җинлар:
Luke UyCyr 4:34  — Әй насирәлик Әйса, биз билән кариң болмисун! Бизни йоқатмақ­чимусән? Мән Сениң кимлигиңни билимән. Худа әвәткән Муқәд­дәссән! — дәп вақирап кәтти.
Luke UyCyr 4:35  Бирақ һәзрити Әйса униңдики җинға буйруқ қилип: — Ағзиңни жум, бу адәмниң тенидин чиқ! — деди. Җин һелиқи адәмни кишиләр алдидила жиқитиветип, уни һеч немә қилмай тени­дин чиқип кәтти.
Luke UyCyr 4:36  Буниңдин һәйран болған көпчилик бир-биригә: — Униң сөзлири немә дегән күчлүк! У дәрвәқә җинларға буйруқ қилиш һоқуқи вә қудритигә егә екән! Җинлар расттинла чиқип кәтти, — дейишти.
Luke UyCyr 4:37  Шуниңдин кейин һәзрити Әйсаниң нами шу әтрап­тики районларға тарқилип кәтти.
Luke UyCyr 4:38  Һәзрити Әйса ибадәтханидин чиқип Симунниң өйигә барғанда, Симунниң қейинаниси кесәл болуп, қизитмиси өрләп қалған еди. Шуңа улар һәзрити Әйсадин уни сақайтип беришни өтүнүп сориди.
Luke UyCyr 4:39  Һәзрити Әйса кесәл аялниң йениға берип, униң қизитмисиниң йенишини буйриди. Қизитма шу ан йенип кәтти. У аял дәрһал орни­дин туруп, уларни күтүшкә башлиди.
Luke UyCyr 4:40  Күн петиш вақтида кишиләр һәр хил кесәлләрни һәзрити Әйсаниң алдиға елип келишти. Һәзрити Әйса уларға қолини бир-бирләп тәккүзүп қойған еди, улар сақийип кәтти.
Luke UyCyr 4:41  Кишиләрниң тенидин чиққан җинлар: «Сән Худа Оғли!» дәтти. Чүнки улар Униң Қутқазғучи-Мәсиһ екәнлигини биләтти. Бирақ һәзрити Әйса болса уларни әйипләп, уларниң гәп қилишиға йол қоймиди.
Luke UyCyr 4:42  Таң атқанда һәзрити Әйса шәһәрдин чиқип, тинич бир җайға кәтти. Көпчилик Уни издәп жүрүп, ахири тапти вә Уни кәткүзмәй өзлири билән биллә турғузмақчи болушти.
Luke UyCyr 4:43  Лекин һәзрити Әйса уларға: — Башқа шәһәр-йезиларғиму берип Худаниң Падишалиғиға даир Хуш Хәвәрни тарқитишим керәк. Чүнки Худа Мени бу хизмәт билән әвәткән, — деди.
Luke UyCyr 4:44  Шуниң билән һәзрити Әйса йәһудийларниң һәр қайси район­лиридики ибадәтханиларда тәлим бәрди.
Chapter 5
Luke UyCyr 5:1  Бир күни һәзрити Әйса Гинәсар көлиниң бойида турғанда, кишиләр Униңдин Худаниң сөзини аңлаш үчүн Униң әтрапиға зич олашти.
Luke UyCyr 5:2  Һәзрити Әйса көл бойида турған икки кемини көрди. Белиқчилар кемидин чүшүп, қирғақта торлирини жуюшувататти.
Luke UyCyr 5:3  Һәзрити Әйса белиқчи Симунниң кемисигә чиқип, униңдин кемини қирғақтин сәл жирақлитишни тәләп қилди. Андин У кемидә олтирип халайиққа тәлим бәрди.
Luke UyCyr 5:4  Тәлим берип болғандин кейин Симунға: — Кемини чоңқурирақ йәргә һайдап берип, торлириңларни селип, белиғиңларни тутуңлар, — деди.
Luke UyCyr 5:5  — Устазим, биз кечичә җапа тартип һеч нәрсә туталмидуқ, — деди Симун, — бирақ дегиниңизгә бенаән торни салсақ салайли.
Luke UyCyr 5:6  Шуниң билән улар торлирини көлгә селиведи, белиқлар торға патмай қелип, торлар житилишқа башлиди.
Luke UyCyr 5:7  Улар башқа кемидики шериклирини ярдәмгә чақиришти. Улар келип, белиқларни икки кемигә лиқ қачиливеди, кемиләр белиқниң җиқлиғидин чөкүп кәт­ки­ли тас қалди.
Luke UyCyr 5:8  Бу ишни көргән Симун һәзрити Әйсаниң алдида тизли­нип туруп: — Әй Рәббим, мәндин жирақлишиң, гунакармән! — деди.
Luke UyCyr 5:9  Чүнки Симун вә униң шериклири бунчивала көп белиқ тутқанлиғидин һәйран болған еди.
Luke UyCyr 5:10  Башқа кемидики шериклири Зәбәдийниң оғул­лири Яқуп билән Юһаннаму һәйран болди. Һәзрити Әйса Симунға: — Қорқма, буниңдин кейин белиқ тутушниң орниға, Маңа адәм тутисән, — деди.
Luke UyCyr 5:11  Улар кемини қирғаққа тохтитип, һәммә нәрсини ташлап, һәзрити Әйсаға әгишип маңди.
Luke UyCyr 5:12  Бир қетим һәзрити Әйса мәлум бир шәһәргә барғандин кейин, пүтүн бәдинини мохо қаплап кәткән бир киши Уни көрүпла Униң айиғиға жиқилип: — Тәхсир, әгәр халисиңиз, мени кесилимдин сақайтип пак қил­ғайсиз! — дәп ялвурди.
Luke UyCyr 5:13  Һәзрити Әйса униңға қолини тәккүзүп туруп: — Халаймән, пак болғин! — девиди, бу адәмниң бәдинидики мохо кесили шу ан сақайди.
Luke UyCyr 5:14  Һәзрити Әйса униңға: — Һазир бу ишни һеч кимгә ейтма. Лекин удул мәркизий ибадәт­ханиға берип, роһанийға өзәңниң сақайғанлиғиңни көрсәт. Андин буни башқиларға испатлаш үчүн, Муса пәйғәмбәрниң әмри бойичә мохо кесилидин сақайғанлар қилишқа тегишлик қурванлиғини қил, — дәп тапилиди.
Luke UyCyr 5:15  Гәрчә һәзрити Әйса: «Бу ишни һеч кимгә ейтма», дегән болсиму, У тоғрисидики хәвәр техиму пур кәтти. Нурғун хәлиқ Униң тәлимини аңлаш вә өз кесәллирини сақайтиш үчүн Униң алдиға келәтти.
Luke UyCyr 5:16  Һәзрити Әйса болса, пат-пат тинич йәрләргә берип дуа қилатти.
Luke UyCyr 5:17  Бир күни һәзрити Әйса тәлим бериватқанда, Униң йенида пәри­сий­ләр вә Тәврат устазлири олтиратти. Улар Җәлилийә, Йәһу­дийә өлкилириниң һәр қайси йеза-қишлақлири вә Йеруса­лимдин кәлгән еди. Рәббимизниң күч-қудрити һәзрити Әйсаға яр болғачқа, кесәлләрни сақайтивататти.
Luke UyCyr 5:18  Шу чағда бир қанчә киши зәмбилгә ятқузулған бир паләчни көтирип келип, уни өйниң ичидики һәзрити Әйсаниң алдиға әкиришкә тиришти,
Luke UyCyr 5:19  бирақ адәмниң толилиғидин кесәлни әкирәлмәй, өгүзгә елип чиқип, өгүздин түңлүк ечип, кесәлни өйниң ичигә зәмбилдә чүширип, халайиқниң арисида турған һәзрити Әйсаниң алдиға әкәлди.
Luke UyCyr 5:20  Уларниң ишәнчини көргән һәзрити Әйса һелиқи паләчкә: — Достум, гуналириң кәчүрүм қилинди! — деди.
Luke UyCyr 5:21  Һелиқи Тәврат устазлири билән пәрисийләр бир-биригә: — Қорқмастин бундақ күпүрлүк сөзлигән бу адәм кимдур?! Худадин башқа һеч кимниң гуналарни кәчүрүм қилиш һоқуқи йоққу! — дейишти.
Luke UyCyr 5:22  Уларниң көңлидә немә ойлаватқанлиғини билгән һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Силәр буни немә үчүн күпүрлүк дәйсиләр?
Luke UyCyr 5:23  «Гуналириң кәчү­рүм қилинди!» дейиш асанму яки «Орнуңдин тур, маң!» дейишму? Әлвәттә, ейтмақ асан, қилмақ тәс. Амма һазир Инсан Оғлиниң йәр йүзидә һәм гуналарни кәчүрүм қилиш, һәм кесәлләрни сақайтиш һоқуқиға егә екәнлигини испатлап берәй, — деди. Андин паләч кесәлгә: — Орнуңдин тур, орун-көрпәңни жиғиштуруп өйүңгә қайт! — дәп буйриди.
Luke UyCyr 5:24  «Гуналириң кәчү­рүм қилинди!» дейиш асанму яки «Орнуңдин тур, маң!» дейишму? Әлвәттә, ейтмақ асан, қилмақ тәс. Амма һазир Инсан Оғлиниң йәр йүзидә һәм гуналарни кәчүрүм қилиш, һәм кесәлләрни сақайтиш һоқуқиға егә екәнлигини испатлап берәй, — деди. Андин паләч кесәлгә: — Орнуңдин тур, орун-көрпәңни жиғиштуруп өйүңгә қайт! — дәп буйриди.
Luke UyCyr 5:25  Һелиқи адәм дәрһал көпчиликниң алдида орнидин дәс туруп, өзи ятқан зәмбилни елип, Худани мәдһийилигиничә, өйигә қайтти.
Luke UyCyr 5:26  Буниңға һәйран болған көпчиликму Худани мәдһийиләшти вә аң-таң қалған һалда: — Бүгүн биз әқлимиз йәтмәйдиған ишларни көрдуқ! — дейишти.
Luke UyCyr 5:27  Бу иштин кейин һәзрити Әйса у йәрдин чиқип, Лавий исимлиқ бир баҗгирни көрди. У баҗ жиғидиған җайда олтиратти. Һәзрити Әйса униңға: — Маңа әгәшкин! — деди.
Luke UyCyr 5:28  Лавий орнидин туруп, ишини ташлап, һәзрити Әйсаға әгәшти.
Luke UyCyr 5:29  Шу күни Лавий өйидә һәзрити Әйсаға чоң зияпәт бәрди. Тәклип қилинған нурғун баҗгирлар вә уларға охшаш кишиләрму һәзрити Әйса вә шагиртлири билән һәмдәстихан болди.
Luke UyCyr 5:30  Кейин бәзи пәри­сийләр вә уларниң диний еқимидики бәзи Тәврат устазлири рәнҗигән һалда һәзрити Әйсаниң шагиртлириға: — Силәрниң баҗгир вә гунакарлар билән бир дәстиханда олтар­ғиниңлар қандақ гәп?! — дейишти.
Luke UyCyr 5:31  Һәзрити Әйса уларға: — Сағлам адәм әмәс, бәлки кесәл адәм тевипқа муһтаҗдур.
Luke UyCyr 5:32  Мән өзлирини дурус һесаплайдиғанларни әмәс, бәлки өзлириниң гунали­рини тонуйдиғанларни товва қилишқа чақирғили кәлдим, — дәп җавап бәрди.
Luke UyCyr 5:33  Бәзи кишиләр һәзрити Әйсаға: — Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлири пат-пат роза тутуп дуа қилиду. Пәрисийләрниң шагиртлириму шундақ қилиду. Сизниң шагиртлириңиз һәҗәп йәп-ичипла жүридиғу! — дейишти.
Luke UyCyr 5:34  Һәзрити Әйса уларға: — Тойи болуватқан жигит техи той зияпитидә турған чағда, меһман­лар һәсрәт чекиватқан адәмләрдәк роза тутса қандақ болғини?! Әлвәттә болмайду!
Luke UyCyr 5:35  Амма жигитниң улардин елип кетилидиған күни келиду, улар әйнә шу чағда қайғу-һәсрәт чәккинидин роза тутиду, — деди.
Luke UyCyr 5:36  Һәзрити Әйса уларға йәнә бир тәмсил кәлтүрди: — Һеч ким йеңи көйнигини житип, уни кона көйнигигә ямақ қилмайду. Ундақ қилса, йеңи көйнәкму житилиду, житивелинған ямақму кона көйнәккә ярашмайду.
Luke UyCyr 5:37  Шуниңдәк, һеч ким йеңи шарапни кона тулумға қачилимайду. Әгәр ундақ қилса, йеңи шарап­ниң көпүши билән тулум йерилидудә, шарапму төкүлүп кетиду. Демәк, тулумму кардин чиқиду.
Luke UyCyr 5:38  Шуниң үчүн йеңи шарапни йеңи тулумға қачилаш керәк.
Luke UyCyr 5:39  Униң үстигә, кона шарап ичип жүргән һәр қандақ адәм йеңисини ичишни халимайду. «Болди, кониси яхши екән!» дәйду.
Chapter 6
Luke UyCyr 6:1  Бир дәм елиш күни һәзрити Әйса буғдайлиқтин өтүп кетива­татти. Униң шагиртлири башақларни үзүвелип, алқинида угулап йеди.
Luke UyCyr 6:2  Буни көргән бәзи пәрисийләр: — Силәр немишкә дәм елиш күни чәкләнгән ишни қилисиләр, — дейишти.
Luke UyCyr 6:3  Һәзрити Әйса: — Падиша Давут вә униң һәмралириниң ач қалғанда қандақ қилған­лиғини Муқәддәс Язмилардин оқумиғанму? Қени ейтип беқиңлар!
Luke UyCyr 6:4  У ибадәтханидики муқәддәс җайға кирип, Худаға аталған нанларни роһанийдин сорап йегән вә һәмралириғиму бөлүп бәргән. Һалбуки, бу нанларни роһанийлардин башқа һәр қандақ кишиниң йейиши Тәврат қануниға хилап еди, — дәп җавап бәрди
Luke UyCyr 6:5  вә хуласә чиқирип, уларға: — Мән Инсан Оғли дәм елиш күниниң Егисидурмән, — деди.
Luke UyCyr 6:6  Йәнә бир дәм елиш күни һәзрити Әйса ибадәтханиға кирип тәлим беривататти. Ибадәтханида оң қоли қуруп кәткән бир адәм бар еди.
Luke UyCyr 6:7  Һәзрити Әйсаниң үстидин әризә қилиш үчүн банә издәп жүргән Тәврат устазлири билән пәрисийләр Униң дәм елиш күниму кесәл сақайтидиған яки сақайтмайдиғанлиғини пайлап жүрүшәтти.
Luke UyCyr 6:8  Бирақ уларниң көңлидикини билгән һәзрити Әйса қоли қуруп кәткән һелиқи кесәлгә: — Орнуңдин тур, алдимға кәл! — девиди, һелиқи кесәл орнидин турди.
Luke UyCyr 6:9  Андин һәзрити Әйса көпчиликкә: — Силәрдин сорап бақайчу, қандақ қилиш Тәврат қануниға уйғун? Дәм елиш күни яхшилиқ қилиш керәкму яки яманлиқ қилишму? Җанни қутқузуш керәкму яки җанға зәмин болушму? — деди вә
Luke UyCyr 6:10  кесәлниң әтрапидикиләргә көз жүгәртип чиққандин кейин һелиқи кесәлгә: — Қолуңни узарт, — деди. У адәм қолини узитиши биләнла қоли әслигә кәлди.
Luke UyCyr 6:11  Амма Тәврат устазлири вә пәрисийләр интайин ғәзәп­линип, һәзрити Әйсаға қандақ қарши туруш тоғрисида мәслиһәткә чүшти.
Luke UyCyr 6:12  Бир күни һәзрити Әйса дуа қилиш үчүн таққа чиқти. У йәрдә кечичә Худаға дуа қилди.
Luke UyCyr 6:13  Таң атқанда шагиртлирини алдиға чақи­рип, уларниң ичидин он икки кишини таллап, уларни әлчи дәп атиди.
Luke UyCyr 6:14  Улар: Симун (һәзрити Әйса уни Петрус дәпму атиған) вә униң иниси Әндәр, Яқуп, Юһанна, Филип, Бартоломай,
Luke UyCyr 6:15  Мәтта, Томас, Һалпайниң оғли Яқуп, вәтәнпәрвәр дәп аталған Симун,
Luke UyCyr 6:16  башқа бир Яқупниң оғли Йәһуда вә кейин һәзрити Әйсаға сатқунлуқ қилған Йәһуда Ишқарийотлар еди.
Luke UyCyr 6:17  Һәзрити Әйса әлчилири билән тағдин чүшүп, түз бир йәрдә туратти. Уларниң алдиға нурғун шагиртлар һәм Йерусалим шәһири­дин, җүмлидин пүтүн Йәһудийә өлкисидин кәлгән кишиләр топ-топ болуп келип жиғилишти. Һәтта деңиз бойидики Тир вә Сидон шәһәрлиридинму нурғун кишиләр кәлгән еди.
Luke UyCyr 6:18  Улар һәзрити Әйсаниң тәлимлирини аңлаш вә кесәллиригә шипалиқ издәш үчүн кәлгән еди. Җинлар дәстидин азапланғанларму келип, шипалиқ тепишти.
Luke UyCyr 6:19  Көпчилик қоллирини һәзрити Әйсаға тәккүзүвелишқа тиришатти. Чүнки Униң вуҗудидин күч-қудрәт чиқип уларниң һәм­ми­сини сақайтивататти.
Luke UyCyr 6:20  Андин һәзрити Әйса шагиртлириға қарап мундақ деди: — Әй йоқсуллар, нәқәдәр бәхитликсиләр! Чүнки Худаниң Падишалиғи силәрниңкидур.
Luke UyCyr 6:21  Әй ач қалғанлар, силәрму нәқәдәр бәхитлик! Чүнки Худа силәрни толуқ қанаәтләндүриду. Әй жиғлаватқанлар, силәрму бәхитлик! Буниңдин кейин шат-хорамлиққа чөмисиләр.
Luke UyCyr 6:22  Инсан Оғлиға әгәшкәнлигиңлар үчүн бәзиләр силәрдин нәпрәт­ләнсә, йүз өрсә, силәргә төһмәт-һақарәт қилса, силәрни яман десә, нәқәдәр бәхитликсиләр!
Luke UyCyr 6:23  У чағда шат-хорам болуп тәнтәнә қилиң­лар. Чүнки асманда силәр үчүн көп мукапат сақланмақта. Бу қара нийәт­ләрниң ата-бовилири бурунқи пәйғәмбәрләргиму шундақ зиянкәшлик қилған.
Luke UyCyr 6:24  Лекин һалиңларға вай, әй байлар! Раһәт-парағәт силәргә яр болмас әнди.
Luke UyCyr 6:25  Һалиңларға вай, әй қарни тоқлар! Ачлиқта қалисиләр әнди. Һалиңларға вай, әй күлүватқанлар! Һаза тутуп жиғлайсиләр әнди.
Luke UyCyr 6:26  Халайиқ силәрни махтиғанда, һалиңларға вай! Чүнки Худаниң ғәзивигә учриған бурунқи сахта пәйғәмбәрләрму бу хәлиқниң ата-бовилириниң махтишиға еришкән.
Luke UyCyr 6:27  — Қулақ селип аңлаңлар! Силәргә дүшмәнлик қилғанларға меһир-муһәббәт көрситиңлар. Өчмәнлик қилғанларға яхшилиқ қилиңлар.
Luke UyCyr 6:28  Силәрни қарғиғанларға бәхит тиләңлар. Силәргә яман муамилидә болғанларғиму дуа қилиңлар.
Luke UyCyr 6:29  Бирси силәрниң оң йүзүң­ларға урса, сол йүзүңларниму тутуп бериңлар. Бирси силәрниң чапиниң­ларни елип кәтсә, көйнигиңларниму селип бериңлар.
Luke UyCyr 6:30  Бирси силәрдин бир немә тилисә, тилигинини бериңлар. Бирси силәрниң бирәр нәрсәңларни елип кәтсә, уни қайтуруп беришни соримаңлар.
Luke UyCyr 6:31  Башқиларниң өзәңларға қандақ муамилә қилишини күтсәңлар, силәрму уларға шундақ муамилә қилиңлар.
Luke UyCyr 6:32  Әгәр силәр өзәңларни яхши көргәнләргила меһир-муһәббәт көрсәтсәңлар, буниң махтанғидәк нәри бар? Гунакарларму өзини яхши көргәнләргә меһир-муһәббәт көрситидиғу.
Luke UyCyr 6:33  Әгәр силәр өзәңларға яхшилиқ қилғанларғила яхшилиқ қилсаңлар, буниң махтанғидәк нәри бар? Һәтта гунакарларму шундақ қилидиғу!
Luke UyCyr 6:34  Әгәр силәр қәризни қайтуралайдиғанларғила қәриз бәрсәңлар, буниң махтанғидәк нәри бар? Гунакарларму әйнән қайтуруш шәрти билән башқа гунакарларға қәриз беридиғу!
Luke UyCyr 6:35  Яқ! Силәр дүшминиңларғиму меһир-муһәббәт көрситиңлар, уларға яхшилиқ қилиңлар. Башқиларға қайтурувелишни ойлимайла пул қәриз бериңлар. Шу чағда асманда мол мукапатқа еришисиләр вә улуқ Худаниң пәрзәнди болғанлиғиңлардин гувалиқ бәргән болисиләр. Чүнки Худа яхшилиқни билмәйдиғанларға вә яманларғиму шәпқәт қилиду.
Luke UyCyr 6:36  Асмандики Атаңлар меһриван болғинидәк, силәрму меһриван болуңлар.
Luke UyCyr 6:37  — Башқиларниң үстидин һөкүм қилип жүрмәңлар. Силәрму Худа­ниң һөкүмигә учримайсиләр. Башқиларни әйиплимәңлар, Худаму силәрни әйиплимәйду. Башқиларни кәчүрүңлар, Худаму силәрни кәчүрүм қилиду.
Luke UyCyr 6:38  Башқилардин һеч немини айимаңлар, Худаму силәрдин һеч немини айимайду. Һәтта силәргә чоң өлчигүчкә лиқ чиңдап толтурулған соғиларни тәғдим қилиду. Силәр башқиларға қандақ өлчәм билән өлчәп бәрсәңлар, Худаму силәргә шундақ өлчәм билән өлчәп бериду.
Luke UyCyr 6:39  Андин һәзрити Әйса уларға тәмсил арқилиқ тәлим берип мундақ деди: — Қарғу қарғуни йетәкләп маңалмайду. Ундақ қилса, һәр икки­лиси ориға чүшүп кетиду.
Luke UyCyr 6:40  Шагирт устазидин үстүн турмайду. Лекин у оқуп йетишкәндин кейин устазиға охшаш болалайду.
Luke UyCyr 6:41  Немә үчүн бурадириңниң һәрә кепигидәк кичик камчилиғинила көрүп, өзәңдики лимдәк чоң гунани көрмәйсән?!
Luke UyCyr 6:42  Өзәңдики шунчә чоң гунани көрмәй туруп, бурадириңгә: «Көзүңдики һәрә кепигини еливетәй!» дейишиң қандақ гәп? Әй сахтипәз! Авал өзәңниң көзи­дики лимни еливәт. Буниң билән ениқ көрүп, бурадириңниң көзи­дики һәрә кепигини еливетәләйсән.
Luke UyCyr 6:43  — Яхши дәрәқ яман мевә бәрмәйду, яман дәрәқму яхши мевә бәрмәйду.
Luke UyCyr 6:44  Һәр қандақ дәрәқни бәргән мевисидин пәриқ әткили болиду. Тикәндин әнҗир, янтақтин үзүм алғили болмайду.
Luke UyCyr 6:45  Шуниңға охшаш, яхши адәм қәлбидики яхшилиғидин яхшилиқ чиқириду. Яман адәм қәлбидики яманлиғидин яманлиқ чиқириду. Чүнки көңүлдә немә болса, еғиздин шу чиқиду.
Luke UyCyr 6:46  — Силәр һәҗәп Мени «Рәббим! Рәббим!» дәйсиләрю, буйруқ­ли­римға әмәл қилмайсиләр.
Luke UyCyr 6:47  Әмсә Мениң алдимға келип, сөзлиримни аңлап әмәл қилғанлар кимгә охшайду?
Luke UyCyr 6:48  Улар худди һулини чоңқур қезип, қорам ташниң үстигә имарәт салған кишигә охшайду. Кәлкүн кәлгәндә, униң күчлүк һуҗуми ундақ имарәтни қимир қилғузалмайду, чүнки у пухта селинған.
Luke UyCyr 6:49  Лекин сөзлиримни аңлап туруп, әмәл қилмайдиғанлар, һул қурмай қуруқ йәрниң үстигә имарәт салған кишигә охшайду. Бундақ имарәт кәлкүнниң һуҗумиға учриған һаман, өрүлүп, пүтүнләй гумран болиду.
Chapter 7
Luke UyCyr 7:1  Һәзрити Әйса көпчиликкә сөз қилип болғандин кейин, Кәпәр­наһум шәһиригә қайтти.
Luke UyCyr 7:2  У йәрдә бир римлиқ йүз бешиниң әтиварлиқ чакири еғир кесәл болуп, өлүм гирдавида туратти.
Luke UyCyr 7:3  Йүз беши һәзрити Әйсаниң ишлиридин хәвәр тепип, бир нәччә йәһудий ақсақалниң берип, Униң келип чакирини сақайтип қоюши үчүн өтүнүшини тапшурди.
Luke UyCyr 7:4  Ақсақаллар һәзрити Әйсаниң алдиға берип: — Йүз беши һәқиқәтән Сизниң ярдәм беришиңизгә әрзийдиған адәм.
Luke UyCyr 7:5  Өзи йәһудий болмисиму, биз йәһудийларни яхши көриду. Һәтта биз үчүн бир ибадәтханиму селип бәрди, — дәп Униң йүз бешиниң өйигә беришни чин көңлидин тәләп қилди.
Luke UyCyr 7:6  Һәзрити Әйса улар билән биллә йолға чиқти. Бирақ өйгә йетип келишкә аз қалғанда, йүз беши һәзрити Әйсаниң алдиға бир нәччә достини әвәтти. Улар: — Тәхсир, йүз беши: «Аварә болуп өйүмгә келишиңизгә әрзимәй­мән.
Luke UyCyr 7:7  Һәтта өзәмму берип Сиз билән көрүшүшкә лайиқ әмәсмән. Бир еғизла сөз қилип қойсиңиз, чакирим сақийип кетиду.
Luke UyCyr 7:8  Мениңму үстүмдә башлиғим, қол астимда ләшкәрлирим бар. Биригә бар десәм, бариду, биригә кәл десәм, келиду. Чакиримға бу ишни қил десәм, у шу ишни қилиду. Худди шуниңдәк, Сиз бир еғиз гәп қилсиңизла, һәммә иш һәл болиду» дәйду, — деди.
Luke UyCyr 7:9  Йүз бешиниң гепини аңлап, һәйран болған һәзрити Әйса бурулуп, биллә кәлгән халайиққа: — Дәрвәқә, Мән исраиллар арисидиму бундақ ишәнчни һеч кимдә көрмигән едим! — деди.
Luke UyCyr 7:10  Йүз беши әвәткән һелиқи кишиләр қайтип барғанда, чакарниң пүтүнләй сақийип кәткәнлигини көрди.
Luke UyCyr 7:11  Узун өтмәй һәзрити Әйса Наин дегән шәһәргә қарап йол алди. Униң шагиртлири вә йәнә нурғунлиған кишиләр Униңға әгишип маңди.
Luke UyCyr 7:12  У шәһәр дәрвазисиға кәлгәндә, җиназа көтирип чиқиватқан бир топ адәмгә йолуқуп қалди. Өлгән бала бир тул аялниң ялғуз оғли еди. Шәһәрдики нурғун кишиләр һелиқи тул аял билән биллә чиққан еди.
Luke UyCyr 7:13  Бу аялни көргән һәзрити Әйса ичи ағриған һалда униңға: — Жиғлимаң, — деди.
Luke UyCyr 7:14  Андин топниң алдиға өтүп, җиназиға қолини тәккүзгән еди, җиназа көтәргәнләр тохтиди. Һәзрити Әйса: — Жигит, орнуңдин тур, — дейиши биләнла,
Luke UyCyr 7:15  өлүп қалған жигит қопуп, гәп қилишқа башлиди. Һәзрити Әйса уни анисиға тапшуруп бәрди.
Luke UyCyr 7:16  Қорқунуч басқан көпчилик: — Аримиздин улуқ бир пәйғәмбәр чиқти! — Худа бизгә шапаәт қилиш үчүн кәлди! — дәп Худани мәдһийи­лиди.
Luke UyCyr 7:17  Һәзрити Әйсаниң бу иши тоғрисидики хәвәр пүтүн йәһудийлар зимини вә әтраптики районларға тарқилип кәтти.
Luke UyCyr 7:18  Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлири бу ишларниң һәммисини Йәһия­ға йәткүзди. У шагиртлиридин икки кишини өзи йетиватқан зинданға чақирип,
Luke UyCyr 7:19  уларни һәзрити Әйсаниң алдиға: «Худа бизгә әвәтмәк­чи болған Қутқазғучи Сизму яки башқа бирси келәмду?» дәп сорап келишкә әвәтти.
Luke UyCyr 7:20  Улар һәзрити Әйсаниң алдиға берип: — Чөмүлдүргүчи Йәһия бизни Сиздин: «Худа бизгә әвәтмәкчи болған Қутқазғучи Сизму яки башқа бирси келәмду?» дәп сорап келишкә әвәтти, — деди.
Luke UyCyr 7:21  Дәл шу чағда һәзрити Әйса ағриқ-силақ вә җин чаплашқан нурғун кишиләрни сақайтқан вә нурғун қарғуларниң көзини ачқан еди.
Luke UyCyr 7:22  Шуниң билән У Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлириға: — Силәр қайтип берип, яратқан мөҗүзилиримни вә ейтқан тәлим­лиримни Йәһияға йәткүзүп: «Корларниң көзи ечилди, токуларму маңалайдиған болди. Мохо кесили болғанлар сақайди, паңлар аңлалайдиған болди, һәтта өлгәнләрму тирилди вә кәмбәғәлләргә Хуш Хәвәр йәткүзүлди», дәп ейтиңлар.
Luke UyCyr 7:23  Йәһияға йәнә: «Мәндин гуманланмай, Маңа тәврәнмәй ишәнгәнләр немә дегән бәхитлик!» дәп қоюңлар, — деди.
Luke UyCyr 7:24  Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлири кәткәндин кейин, һәзрити Әйса көпчиликкә Йәһия тоғрилиқ мундақ деди: — Силәр бурун Йәһияни издәп чөлгә барғиниңларда, зади қандақ бир адәмни көрмәкчидиңлар? Шамалда йәлпүнүп турған қомучтәк бир адәмниму?
Luke UyCyr 7:25  Яки чирайлиқ кийингән бир есилзадиниму? Һәргиз ундақ әмәс! Һашамәтлик кийим кийгән, әйш-ишрәт ичидә яшайдиған кишиләр чөлдин әмәс, бәлки хан ордисидин тепилиду.
Luke UyCyr 7:26  Әмәлиятта силәр бир пәйғәмбәрни көргили чиқтиңлар. Әнди билип қоюңларки, Йәһия һәр қандақ пәйғәмбәрдинму үстүн пәйғәмбәрдур.
Luke UyCyr 7:27  Чүнки Муқәддәс Язмиларда: «Мана алдиңда әлчимни әвәтимән. У Сениң йолуңни алдин-ала тәйярлайду», дәп йезилған вә бу йәрдики «әлчим» дәп Йәһия пәйғәмбәрни көрситиду.
Luke UyCyr 7:28  Билип қоюңларки, инсанлар арисида Йәһиядин улуқ киши йоқ. Амма Худаниң Падишалиғидики әң әрзимәс бирсиму униң­дин улуқ болиду.
Luke UyCyr 7:29  Буни аңлиған пухралар, һәтта баҗгирларму Худаниң йоли тоғра деди, чүнки улар бурун Йәһия пәйғәмбәрниң чөмүлдүрүшини қобул қилған еди.
Luke UyCyr 7:30  Лекин пәрисийләр вә Тәврат устазлири Йәһия пәйғәм­бәрниң чөмүлдүрүшини қобул қилмай, Худаниң өзлиригә болған мәхситини қайрип қойған еди.
Luke UyCyr 7:31  Шуниң билән һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Бу заманниң силәрдәк кишилирини зади кимләргә охшитай?!
Luke UyCyr 7:32  Улар худди кочида олтиривелип, бир-биригә: «Биз силәргә сүнәй челип бәрсәк, уссул ойнимидиңлар. Матәм музыкисини челип бәрсәк, жиға-зар қилмидиңлар», дәп рәнҗийдиған балиларға охшайсиләр.
Luke UyCyr 7:33  Чүнки чөмүлдүргүчи Йәһия келип роза тутатти, шарап ичмәтти. Шуниң билән улар: «Униңға җин тегипту!» дейишти.
Luke UyCyr 7:34  Инсан Оғли болса, һәм йәйду, һәм ичиду. Бирақ улар: «Таза бир тоймас һарақкәш екән! У баҗгир вә башқа гунакарларниң дости», дейишиду.
Luke UyCyr 7:35  Билип қоюңларки, һекмәт Уни қобул қилғанлар арқилиқ тонулиду.
Luke UyCyr 7:36  Пәрисийләрдин бир киши һәзрити Әйсани тамаққа тәклип қилди. Һәзрити Әйса униң өйигә берип тамаққа олтарди.
Luke UyCyr 7:37  У йәрдә паһишә дәп тонулған бир аял һәзрити Әйсаниң бу пәрисийниң өйигә кәлгәнлигини аңлап, ақ қаштешидин ясалған бир қутида әтир елип кәлди
Luke UyCyr 7:38  вә һәзрити Әйсаниң кәйнидә, путиға йеқин йәрдә туруп жиғлашқа башлиди. Униң көз яшлири һәзрити Әйсаниң путлирини һөл қиливәтти. Андин у чачлири билән һәзрити Әйсаниң путлирини сүртүп қурутти һәм путлирини сөйүп, үстигә әтир сүрди.
Luke UyCyr 7:39  Һәзрити Әйсани чақирған пәрисий буни көрүп, ичидә: «Бу Адәм раст пәйғәм­бәр болған болса, Өзигә қолини тәккүзгән бу аялниң паһишә екәнли­гини биләтти!» дәп ойлиди.
Luke UyCyr 7:40  Буни билгән һәзрити Әйса: — Шимон, саңа ейтидиған бир гепим бар, — деди. — Ейтиң, Устаз, — деди Шимон.
Luke UyCyr 7:41  — Икки адәм бир кишигә қәриздар екән. Бири бәш йүз күмүч тәңгигә, йәнә бири болса, әллик күмүч тәңгигә қәриздар екән.
Luke UyCyr 7:42  Һәр иккилисиниң қәризни қайтуруш имканийити йоқ екән. Шуңа қәриз егиси меһриванлиқ қилип, һәр иккилисиниң қәрзини кәчүрүм қипту. Сениңчә уларниң қайсиси қәриз егисини көпирәк яхши көриду? — дәп сориди һәзрити Әйса.
Luke UyCyr 7:43  — Мениңчә көпирәк кәңчиликкә еришкини, — дәп җавап бәрди Шимон. — Тоғра ейттиң, — деди һәзрити Әйса.
Luke UyCyr 7:44  Андин У һелиқи аялни көрситип, Шимонға: — Бу аялни көрдүңму? Өйүңгә кәлгинимдә, сән путлиримни жуюшқа су бәрмигән едиң. Бирақ у көз йеши билән путлиримни жуйди, чечи билән сүртүп қурутти.
Luke UyCyr 7:45  Сән Мени һал-әһвал сорап, сөйүп күтүвалмиған едиң. Лекин у Мән киргәндин тартип путли­ри­мни сөйүватиду.
Luke UyCyr 7:46  Сән меһманларға тәғдим қилинидиған яғни бешимғиму сүркимигән едиң. Бирақ у Мени һөрмәтләп, путлиримға әтир сүркәп қойди.
Luke UyCyr 7:47  Қисқиси саңа ейтайки, униң нурғун гуналириниң һәммиси кәчүрүм қилинди. Шуңа униң Маңа көрсәткән меһир-муһәббити чоңқур. Лекин өзиниң гуналирини аз дәп ойлайдиғанлар кәчүрүм алғандиму, уларниң меһир-муһәббити аз болиду, — деди.
Luke UyCyr 7:48  Андин һәзрити Әйса у аялға: — Гуналириң кәчүрүм қилинди, — деди.
Luke UyCyr 7:49  Һәзрити Әйса билән бир дәстиханда олтарғанлар: «Һәтта киши­ләрниң гуналириниму кәчүрүм қилидиған бу Адәм зади кимду?» дейишти.
Luke UyCyr 7:50  Һәзрити Әйса һелиқи аялға: — Маңа бағлиған ишәнчиң сени қутқузди. Аман бол! — деди.
Chapter 8
Luke UyCyr 8:1  Узун өтмәй һәзрити Әйса Җәлилийә өлкисидики шәһәр, йеза-қишлақларға берип, Худаниң Падишалиғиға даир Хуш Хәвәрни тарқатти. Он икки шагиртиму Униң билән биргә барди.
Luke UyCyr 8:2  Булардин башқа, йәнә җин вә кесәллик азаплиридин қутқузуп сақайтилған бәзи аялларму болуп, уларниң арисида, тенидин йәттә җин һайдап чиқирилған мәҗдәллик Мәрийәм,
Luke UyCyr 8:3  Һирод ханниң сарай әмәлдари Хузаниң аяли Йоанна, Сузана вә башқа бир мунчә аялларму бар еди. Булар өз мал-мүлүклири билән һәзрити Әйса вә Униң шагирт­лириға ярдәмдә болди.
Luke UyCyr 8:4  Халайиқ һәр қайси жутлардин һәзрити Әйса билән көрүшкили үзүлмәй келип туратти. Бир күни нурғун адәм жиғилғанда, һәзрити Әйса уларға төвәндики тәмсилни сөзләп бәрди:
Luke UyCyr 8:5  — Бир дехан уруқ чачқили етизиға чиқипту. Чачқан уруқлириниң бәзилири чиғир йол үстигә чүшүп, кишиләрниң аяқ астида қапту вә қушларға йәм бопту.
Luke UyCyr 8:6  Бәзилири асти ташлиқ топиға чүшүпту. Амма йәрдики нәмлик йетишмигәнликтин уруқлар үнүп чиққандин кейин қуруп кетипту.
Luke UyCyr 8:7  Бәзилири тикәнләрниң арисиға чүшүпту. Майсилар тикәнләр билән бой талишип өсүпту. Бирақ нәтиҗидә тикәнләр майсиларни бесивапту.
Luke UyCyr 8:8  Бәзилири болса үнүмлүк топиға чүшүп, убдан өсүп, йүз һәссиләп һосул берипту. Һәзрити Әйса жуқури аваз билән йәнә: — Бу сөзләрни қулиғиңларда чиң тутуңлар! — деди.
Luke UyCyr 8:9  Кейин Униң шагиртлири Униңдин бу тәмсилниң мәнасини сориди.
Luke UyCyr 8:10  Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Худаниң Падишалиғиниң сирлири силәрниң билишиңларға берилди. Бирақ башқиларға кәлсәк, уларға тәмсилләр биләнла чүшәндүримән. Шуниң үчүн улар сөзүмни аңлисиму чүшәнмәйду. Бу әһвал Йәшая пәйғәмбәрниң дегинидәк болди: «Улар қарисиму көрмәйду, аңлисиму чүшәнмәйду».
Luke UyCyr 8:11  Бу тәмсилниң мәнаси мундақ: — Уруқ Худаниң сөзидур.
Luke UyCyr 8:12  Чиғир йолдики топиға чүшкән уруқлар шундақ кишиләргә тәмсил қилинғанки, улар Худаниң сөзини аңлисиму, уни қобул қилмайду. Шәйтан уларни ишәнч арқилиқ қутқузулмисун дәп, уларниң көңлидин Худаниң сөзини елип қечип кетиду.
Luke UyCyr 8:13  Ташлиқ топиға чүшкән уруқлар Худаниң сөзини аңлиған һаман хошаллиқ билән қобул қилғанларға тәмсил қилинған. Улар буниңға бир мәһәл ишәнгән болиду, амма уларниң йилтизи болмиғанлиғи үчүн, бирәр мүшкүллүккә йолуқсила, бәрдашлиқ берәлмәйду.
Luke UyCyr 8:14  Тикәнликкә чүшкән уруқларға кәлсәк, улар шундақ кишиләргә тәмсил қилинғанки, улар Худаниң сөзлирини аңлисиму, узун өтмәй көңлигә бу дунияниң әндишә, байлиқ вә һалавәтлириниң езиқтурушлири киривелип, Худаниң сөзини боғуветидудә, улар һосулсиз қалиду.
Luke UyCyr 8:15  Үнүмлүк топиға чүшкән уруқлар болса, Худаниң сөзини аңлайдиған, уларни пак вә чин дилида чиң сақлайдиған, һосул бәргичә сәвир қилидиған кишиләрдур.
Luke UyCyr 8:16  Һәзрити Әйса шагиртлириға йәнә: — Чирақни йеқип, уни бирәр нәрсә билән йепип қойидиған яки каривәтниң астиға йошуруп қойидиған киши йоқ, әлвәттә. Әксичә өйгә киргәнләр ениқ көрәлисун дәп, уни җәзмән чирақданниң үстигә қойиду.
Luke UyCyr 8:17  Чүнки йепиқ қоюлған һәр қандақ нәрсә ашкарә болмай қалмайду. Йошурулған һәр қандақ нәрсә билинмәй қалмайду.
Luke UyCyr 8:18  Шуниң үчүн Мениң Худаниң һәқиқити тоғрисида ейтқанлиримни көңүл қоюп аңлаңлар. Чүнки кимдә әқил-парасәт болса, униңға техиму көп берилиду. Лекин кимдә әқил-парасәт болмиса, өзидә бар дәп қаралғиниму елип кетилиду, — деди.
Luke UyCyr 8:19  Һәзрити Әйсаниң аниси вә инилири Униң билән көрүшкили кәлди. Лекин адәм көп болғачқа, йениға келәлмигән еди.
Luke UyCyr 8:20  Бир киши һәзрити Әйсаға: — Аниңиз вә инилириңиз Сиз билән көрүшимиз дәп, сиртта туриду, — деди.
Luke UyCyr 8:21  — Худаниң сөзини аңлап, униңға әмәл қилғанларниң һәммиси Мениң анам вә ака-инилиримдур, — деди һәзрити Әйса көпчиликкә.
Luke UyCyr 8:22  Бир күни һәзрити Әйса шагиртлири билән кемигә чүшүп, уларға: — Көлниң у қетиға барайли, — деди. Шуниң билән улар йолға чиқти.
Luke UyCyr 8:23  Кемә кетиватқанда һәзрити Әйса ухлап қалди. Уштумтут қаттиқ боран чиқип, кемигә су тошуп, һәммиси интайин ховуп ичидә қалди.
Luke UyCyr 8:24  Шагиртлар һәзрити Әйсани ойғитип: — Устаз, Устаз, ғәриқ болуш алдида туримиз! — деди. Һәзрити Әйса ойғинип, боран-чапқунға буйруқ қилған еди, боран тохтап, долқун пәсләп, һәммиси тиничланди. Андин У шагиртлириға бурулуп:
Luke UyCyr 8:25  — Ишәнчиңлар нәгә кәтти? — деди. Шагиртлар һәм һәйран болуп, һәм қорқушуп, бир-биригә: — Бу Адәм зади кимду? Буйруқ қилса, һәтта боран вә долқунларму Униң гепини аңлайдикән һә! — дәп кетишти.
Luke UyCyr 8:26  Һәзрити Әйса шагиртлири билән Җәлилийә көлиниң у четидики герасалиқлар турған йәргә барди.
Luke UyCyr 8:27  Һәзрити Әйса қирғаққа чиқишиға, шәһәрдин кәлгән җин чаплашқан бири Униң алдиға кәлди. Бу адәм узундин бери кийим киймәй, өйдә турмай, гөр қилинидиған өңкүрләрдә яшатти.
Luke UyCyr 8:28  У һәзрити Әйсани көрүши биләнла Униң айиғиға жиқилип: — Улуқ Худа Оғли Әйса, ишимға арилашма! Сәндин өтүнимәнки, мени қийнима! — дәп вақирап кәтти.
Luke UyCyr 8:29  Униң бундақ дейишиниң сәвәви, һәзрити Әйса җинға униң тенидин чиқишини буйруған еди. Җин бу адәмни узун вақит илкигә еливалған еди. Хәлиқ бу адәмни көп қетим зәнҗир-кишәнләр билән бағлап, қамап қойған болсиму, у уларни үзүп қечип чиқип, җин тәрипидин чөл-баяванларға елип кетиләтти.
Luke UyCyr 8:30  Һәзрити Әйса бу адәмдин: — Исмиң немә? — дәп сориди. — Исмим «Миңлиған», — дәп җавап бәрди бу адәмни сөзлити­ватқан җин. Чүнки бу адәмгә миңлиған җинлар чаплишивалған еди.
Luke UyCyr 8:31  Улар һәзрити Әйсаға өзлирини шәйтанға тәйярланған теги йоқ һаңларға сүргүн қилмаслиғини өтүнүп ялвурди.
Luke UyCyr 8:32  Шу әтраптики тағ бағрида чоң бир топ тоңғуз падиси озуқли­нип жүрәтти. Җинлар һәзрити Әйсаға ялвуруп, тоңғузларниң тенигә кирип кетишигә иҗазәт беришини тәләп қилди. Һәзрити Әйса иҗазәт бәрди.
Luke UyCyr 8:33  Җинлар һелиқи адәмниң тенидин чиқип, тоңғуз­ларға чаплишивалди. Пүтүн тоңғуз падиси терә-перәң болуп, жүгригән пети ярдин чүшүп, көлгә ғәриқ болди.
Luke UyCyr 8:34  Бу һални көргән тоңғуз баққучилар бу йәрдин қечип, шәһәр- йезиларда бу хәвәрни тарқатти.
Luke UyCyr 8:35  У йәрдики кишиләр зади немә иш болғанлиғини көргили бу йәргә келишти. Улар һәзрити Әйсаниң алдиға келип, тенидин җинлар чиқип кәткән һелиқи адәмниң кийим­лирини кийип, әс-һоши җайида һалда һәзрити Әйсаниң алдида олтарғанлиғини көрүп, қорқуп кетишти.
Luke UyCyr 8:36  Бу мөҗүзини көргәнләр һелиқи кишиниң сақийиш җәриянини көпчиликкә сөзләп бәрди.
Luke UyCyr 8:37  Шу йәрдики кишиләр һәзрити Әйсаниң у йәрдин кетишини тәләп қилишти. Чүнки улар интайин қорқушқан еди. Шуңа һәзрити Әйса кемигә чүшүп, қайтип кәтмәкчи болди.
Luke UyCyr 8:38  Тенидин җинлар чиқип кәткән һелиқи киши һәзрити Әйсаға: — Мәнму Сиз билән биллә кетәй, — дәп ялвурди. Лекин һәзрити Әйса униңға:
Luke UyCyr 8:39  — Өйүңгә қайтип берип, Худаниң саңа нәқәдәр чоң ишларни қилип бәргәнлигини йәткүзгин, — деди. У адәм қайтип берип, пүтүн шәһәрни арилап, һәзрити Әйса өзигә қилип бәргән чоң ишларни һәммисигә йәткүзди.
Luke UyCyr 8:40  Һәзрити Әйса көлниң бу қетиға қайтип кәлгинидә, халайиқ Уни қарши елишти. Чүнки һәммиси Униң қайтип келишини күтүп туратти.
Luke UyCyr 8:41  Қарши алғили чиққанлар ичидә мәлум бир ибадәтханиниң җавапкәр адәмлиридин бири болған Яирму бар еди. У һәзрити Әйсаниң айиғиға жиқилип, өйигә тәклип қилип ялвурди.
Luke UyCyr 8:42  Чүнки униң он икки яшлиқ ялғуз қизи өлүп кетиш алдида туратти. Һәзрити Әйса у йәргә барғинида, кишиләр Униң әтрапиға зич олишивалди.
Luke UyCyr 8:43  Топниң ичидә хун тәврәш кесилигә гириптар болғи­ниға он икки жил болған бир аялму бар еди. У бар пулини тевипларға хәшләп түгәткән болсиму, һеч ким уни сақайталмиған екән.
Luke UyCyr 8:44  У һәзрити Әйсаниң арқа тәрипидин келип, Униң чапининиң пешини силап қоюведи, хун шу ан тохтиди.
Luke UyCyr 8:45  — Пешимни тутқан ким? — дәп сориди һәзрити Әйса. Көпчилик «Тутмидуқ», дейишти. — Устаз, төрт әтрапиңизниң һәммиси адәм, улар Сизни қистап туруватмамду? — деди Петрус.
Luke UyCyr 8:46  Лекин һәзрити Әйса: — Яқ! Бирси қәстән пешимни тутти. Чүнки вуҗудумдин күч-қудрәт­ниң чиқип кәткинини сәздим, — деди.
Luke UyCyr 8:47  Һелиқи аял һәзрити Әйса­ниң сезип қалғанлиғини билип, титригән һалда Униң алдиға келип, айиғиға жиқилди вә көпчиликкә өзиниң һәзрити Әйсаниң пеши­ни немишкә тутқанлиғини һәм шу ан сақийип кәткәнлигини ейтти.
Luke UyCyr 8:48  — Қизим, ишәнчиң сени сақайтти! Теч-аман бол, — деди һәзрити Әйса униңға.
Luke UyCyr 8:49  Һәзрити Әйса бу сөзни қиливатқанда, ибадәтхана җавапкәриниң өйидин кәлгән бири Яирға: — Қизиң өлүп кәтти. Әнди Устазни аварә қилмайли, — деди.
Luke UyCyr 8:50  Буни аңлиған һәзрити Әйса Яирға: — Қорқмиғин! Маңа ишәнгин! У сақийип кетиду, — деди.
Luke UyCyr 8:51  Һәзрити Әйса Яирниң өйигә барғанда, Петрус, Юһанна, Яқуп вә қизниң ата-анисидин башқа кишиләрниң Өзи билән биллә өйгә киришигә рухсәт қилмиди.
Luke UyCyr 8:52  У йәрдикиләр қизға һаза тутуп жиға-зар қилишивататти. Һәзрити Әйса уларға: — Болди, жиғлимаңлар! Қиз өлмиди, ухлап қапту! — деди.
Luke UyCyr 8:53  Бирақ халайиқ Уни мәсқирә қилди. Чүнки қизниң аллиқачан җан үзгәнлигидин уларниң хәвири бар еди.
Luke UyCyr 8:54  Лекин һәзрити Әйса қизниң қолидин тартип: — Балам, орнуңдин тур, — дәп чақирди.
Luke UyCyr 8:55  Қизниң роһи тенигә қайтип келип, у дәрһал орнидин турди. Һәзрити Әйса уларға қизниң қосиғиға бир нәрсә беришни буйриди.
Luke UyCyr 8:56  Қизниң ата-аниси наһайити һәйран қелишти. Лекин һәзрити Әйса уларға бу ишни һеч кимгә ейтмаслиқни тапилиди.
Chapter 9
Luke UyCyr 9:1  Һәзрити Әйса он икки шагиртини чақирип, уларға һәр қандақ җинни һайдаш, кесәлләрни сақайтиш қудрити вә һоқуқини бәрди.
Luke UyCyr 9:2  Андин уларни Худаниң Падишалиғи һәққидики Хуш Хәвәрни тарқитиш вә кесәлләрни сақайтишқа әвәтти.
Luke UyCyr 9:3  У шагиртлириға: — Силәр сәпәрдә һеч нәрсә алмаңлар, нә һаса, нә хурҗун, нә нан, нә пул еливалмаңлар, һәтта бирәр артуқ көйнәкму еливалмаңлар.
Luke UyCyr 9:4  Бир жутқа барғиниңларда, қайси өйдә қарши елинсаңлар, у йәрдин кәткичә шу өйдила туруңлар.
Luke UyCyr 9:5  Әгәр бирәр йәрдики кишиләр силәрни қарши алмиса, у йәрдин кәткиниңларда уларни агаһландуруш үчүн айиғиңлардики топини қеқиветиңлар, — деди.
Luke UyCyr 9:6  Шагиртлар йолға чиқип, һәммә йеза-қишлақларни арилап Хуш Хәвәрни тарқитип, кесәлләрни сақайтти.
Luke UyCyr 9:7  Җәлилийәдики Һирод хан һәзрити Әйсаниң ишлиридин хәвәр тепип, гаңгирап қалди. Чүнки бәзиләр: «Бу ишларни қиливатқан киши Йәһия пәйғәмбәр екән. У тирилипту!» десә,
Luke UyCyr 9:8  йәнә бәзиләр: «Бурун әҗайип мөҗүзиләрни яратқан Илияс пәйғәмбәр яки башқа қедимки пәйғәмбәрләрдин бири қайтидин тирилипту!» дәтти.
Luke UyCyr 9:9  «Мән Йәһияниң каллисини алдурған едим, әнди бу гәпләрни аңлаватимән. Бу ишларни қиливатқан киши зади кимдур?» деди Һирод хан. Шуниң үчүн у һәзрити Әйса билән көрүшүшниң йолини издиди.
Luke UyCyr 9:10  Он икки шагирт қайтип келип, өзлириниң қилған һәммә ишли­рини һәзрити Әйсаға мәлум қилди. Һәзрити Әйса башқиларға уқтур­май уларни Бәйтсайда дегән йезиға елип маңди.
Luke UyCyr 9:11  Бирақ буниңдин хәвәр тапқан халайиқму Униңға әгишип кәлди. Һәзрити Әйса уларни қарши елип, уларға Худаниң Падишалиғиға даир ишларни чүшән­дүрди вә кесили барларни сақайтти.
Luke UyCyr 9:12  Күн олтарғили аз қалғанда, он икки шагирти һәзрити Әйсаниң алдиға келип: — Халайиқни тарқитивәткән болсиңиз, улар әтраптики йеза-қишлақларға берип тамақ йесун вә қонғидәк җай тапсун. Чүнки бу хали җай екән, — деди.
Luke UyCyr 9:13  Лекин һәзрити Әйса: — Уларға өзәңлар тамақ бериңлар, — деди. — Биздә пәқәтла бәш нан билән икки белиқ бар. Тамақ сетивелип әкелип бериңлар демәкчимусиз? — дейишти улар һәйран болуп.
Luke UyCyr 9:14  Чүнки шу йәрдә жиғилған әрләрниңла сани тәхминән бәш миңчә бар еди. Һәзрити Әйса уларға: — Халайиқ әлликтин-әлликтин бөлүнүп олтарсун, — деди.
Luke UyCyr 9:15  Шагиртлар көпчиликни һәзрити Әйсаниң дегини бойичә олтарғузди.
Luke UyCyr 9:16  Һәзрити Әйса бәш нан билән икки белиқни қолиға елип, асманға қарап Худаға шүкүр ейтти. Андин нанларни уштуп, көпчиликкә тарқитип бериш үчүн шагиртлириға бәрди.
Luke UyCyr 9:17  Һәммиси йәп тойди. Шагиртлири ешип қалған нан билән белиқниң парчи­лирини жиғиведи, он икки севәт чиқти.
Luke UyCyr 9:18  Бир күни һәзрити Әйса Өзи ялғуз дуа қиливататти. Униң йенида шагиртлирила бар еди. Һәзрити Әйса улардин: — Халайиқ Мени ким дәп билидикән? — дәп сориди.
Luke UyCyr 9:19  — Бәзиләр Сизни чөмүлдүргүчи Йәһия дәйду, бәзиләр Илияс пәйғәмбәр дәйду вә йәнә бәзиләр башқа қедимки пәйғәмбәрләрдин бири тирилипту дәйду, — дәп җавап бәрди шагиртлар.
Luke UyCyr 9:20  Һәзрити Әйса улардин: — Силәрчу? Силәр Мени ким дәп билисиләр? — дәп сориди. — Сиз Худа тайинлиған Қутқазғучи-Мәсиһ екәнсиз, — дәп җавап бәрди Петрус.
Luke UyCyr 9:21  — Һазир бу ишни һеч кимгә ейтмаңлар, — дәп буйриди һәзрити Әйса уларға,
Luke UyCyr 9:22  — чүнки Инсан Оғли нурғун азап-оқубәт тартиши керәк. Ақсақаллар, алий роһанийлар вә Тәврат устазлири Уни рәт қилип өлтүргүзиду. Лекин Уни өлтүрсиму, У үчинчи күни тирилиду.
Luke UyCyr 9:23  Һәзрити Әйса көпчиликкә йәнә мундақ деди: — Кимду-ким Маңа әгишишни халиса, өз хаһишидин ваз кечип, өзиниң чапрас яғичини көтирип, һәр күни Маңа әгәшсун.
Luke UyCyr 9:24  Чүнки өзи үчүнла яшайдиғанлар әксичә һаятидин мәһрум болиду. Бирақ өз хаһишидин ваз кечип, Мениң үчүн яшайдиғанлар һаятини сақлалайду.
Luke UyCyr 9:25  Бир адәм пүтүн дунияға егә болуп һаятидин мәһрум қалса, буниң немә пайдиси болсун?!
Luke UyCyr 9:26  Әгәр кимду-ким Мәндин вә Мениң сөзлиримдин номус қилса, Инсан Оғли болған Мән Өзәмниң, Атамниң вә муқәддәс периштәләрниң шан-шәриви ичидә қайтип кәлгинимдә, униңдин номус қилимән.
Luke UyCyr 9:27  Билип қоюңларки, бу йәрдә турғанларниң бәзилири Худаниң Падишалиғини көрмигичә өлмәйду.
Luke UyCyr 9:28  Тәхминән сәккиз күндин кейин һәзрити Әйса Петрус, Юһанна вә Яқупни елип, дуа қилиш үчүн таққа чиқти.
Luke UyCyr 9:29  Һәзрити Әйса дуа қиливатқинида, Униң йүзи өзгәрди. Кийимлири аппақ болуп, чақмақ­тәк чақниди.
Luke UyCyr 9:30  Тосаттин Муса пәйғәмбәр вә Илияс пәйғәмбәр пәйда болуп, Униң билән сөзлишишкә башлиди.
Luke UyCyr 9:31  Улар Худаниң парлақ нури ичидә аян болуп, һәзрити Әйса билән Униң Худаниң ирадисини әмәлгә ашуруш йолида Йерусалимда қурван болидиғанлиғи тоғрисида сөһбәтләшти.
Luke UyCyr 9:32  Петрус вә униң қериндашлирини уйқа басқан еди. Улар ухлап ойғанғанда, һәзрити Әйсаниң парлақ нурини вә Униң билән биллә турған Муса пәйғәмбәр вә Илияс пәйғәмбәрни көрди.
Luke UyCyr 9:33  Бу икки пәйғәмбәр һәзрити Әйсадин айрилидиған вақитта, Петрус өзиму туймиған һалда һәзрити Әйсаға: — Устазим, бу йәрдә болғинимиз немә дегән яхши! Бири Сизгә, бири Муса пәйғәмбәргә, йәнә бири Илияс пәйғәмбәргә дәп, бу йәргә үч кәпә ясайли, — деди.
Luke UyCyr 9:34  Петрус гәп қиливатқанда, бир булут пәйда болуп, уларни қапла­валди. Шагиртлар булут ичидә қалғинида қорқушуп кәтти.
Luke UyCyr 9:35  Туюқсиз булуттин Худаниң авази аңлинип: — Бу Мениң Оғлум, Мениң таллиғиним. Униң сөзигә қулақ селиң­лар! — деди.
Luke UyCyr 9:36  Аваз тохтиғандин кейин, улар һәзрити Әйсаниң Өзи ялғуз қал­ғанлиғини көрди. Шагиртлар бу ишни узун вақитқичә һеч кимгә ейтмиди.
Luke UyCyr 9:37  Әтиси һәзрити Әйса үч шагирти билән биллә тағдин чүшкән вақтида, нурғун кишиләр Уни қарши алғили чиқти.
Luke UyCyr 9:38  Топниң ичидин бири туюқсиз вақирап: — Устаз, оғлумға көңүл бөлгәйсиз, у бирла бала еди!
Luke UyCyr 9:39  Униңға дайим бир җин чаплишивелип, өзичила вақирап-җақирап кетиду. Бәзидә пүтүн бәдини тартишип қелип, ағзидин ақ көпүк келиду. Җин уни дайим қийнап арам бәрмәйду.
Luke UyCyr 9:40  Шагиртлириңиздин бу җинни һайдаветишни өтүнүп сориған едим, бирақ уларниң қоллиридин кәлмиди, — деди.
Luke UyCyr 9:41  — Әй етиқатсиз вә бузулған әвлат! Мән силәр билән биллә болуп, силәрниң йәнила Маңа ишәнмигәнлигиңларға йәнә қачанғичә бәрдашлиқ берәй? — деди һәзрити Әйса. Андин һелиқи кишигә: — Балаңни елип кәл, — деди.
Luke UyCyr 9:42  Бала келиватқанда, җин уни йәргә жиқитип, пүтүн бәдинини тартиштурувәтти. Бирақ һәзрити Әйса җинни һайдаветип, балини сақайтти вә уни атисиға тапшуруп бәрди.
Luke UyCyr 9:43  Көпчилик Худаниң күч-қудритигә һәйран болушти. Көпчилик һәзрити Әйсаниң қилған пүтүн ишлириға һәйран болуп турғанда, һәзрити Әйса шагиртлириға:
Luke UyCyr 9:44  — Аңлап қоюңлар, бирсиниң сатқунлуғи билән, Инсан Оғли башқиларниң қолиға тапшуруп берилиду, — деди.
Luke UyCyr 9:45  Бирақ улар бу сөзниң мәнасини чүшинәлмиди. Чүнки буниң мәнаси қәстән йошурулған еди. Улар Униңдин бу сөзниң тегини сорашқиму петиналмиди.
Luke UyCyr 9:46  Шагиртлар зади кимниң әң улуқ екәнлигини өз ара талаш-тартиш қилишивататти.
Luke UyCyr 9:47  Уларниң немә ойлаватқанлиғини билгән һәзрити Әйса кичик бир балини йенида турғузуп,
Luke UyCyr 9:48  шагиртларға: — Ким Мени дәп, бундақ кичик балини қобул қилса, Мени қобул қилған болиду. Мени қарши алса, Мени Әвәткүчини қарши алған болиду. Араңларда өзини әң төвән тутқини Худаниң нәзәридә әң улуқ болиду, — деди.
Luke UyCyr 9:49  Юһанна һәзрити Әйсаға: — Устаз, Сизниң намиңиз билән җинларни һайдаватқан бирсини көрдуқ. Лекин у бизгә охшаш Сизгә әгәшмигәнлиги үчүн, биз уни тосидуқ, — деди.
Luke UyCyr 9:50  — Уни тосимаңлар. Чүнки силәргә қарши турмиғанлар силәрни қоллиғанлардур, — деди һәзрити Әйса униңға.
Luke UyCyr 9:51  Һәзрити Әйса өлүп, андин тирилип, асманға елип кетилидиған күнгә аз қалғанда, Йерусалимға беришни қәтъий қарар қилди.
Luke UyCyr 9:52  Буниң үчүн У алдин-ала адәм әвәтти. Улар Самарийә өлкисидики бир йезиға келип, һәзрити Әйсаниң келиши үчүн тәйярлиқ қилишқа киришти.
Luke UyCyr 9:53  Бирақ самарийәликләр һәзрити Әйсани «Йерусалимға ибадәт қилишқа баридикән», дәп қарши алмиди.
Luke UyCyr 9:54  Униң шагиртли­ридин Яқуп билән Юһанна бу әһвални көрүп: — Әй Рәббим, уларни көйдүрүветиш үчүн асмандин от яғдурушни өтүнсәк қандақ дәйсиз? — деди.
Luke UyCyr 9:55  Лекин һәзрити Әйса бурулуп уларни әйиплиди.
Luke UyCyr 9:56  Андин улар баш­қа бир йезиға кәтти.
Luke UyCyr 9:57  Улар йолда кетиватқанда, бир киши һәзрити Әйсаға: — Сиз қәйәргә бармаң, мән Сизгә әгишип маңимән, — деди.
Luke UyCyr 9:58  Бирақ һәзрити Әйса: — Түлкиниң өңкүри, қушниң угиси бар. Бирақ Инсан Оғлиниң бешини қойғидәк йериму йоқ, — деди униңға.
Luke UyCyr 9:59  У йәнә башқа бир кишигә: — Маңа әгәшкин, — деди. Бирақ һелиқи киши банә көрситип: — Устаз, атам өлүп уни йәрликкә қойғичә күтүп, андин Сизгә әгишәйчу, — деди.
Luke UyCyr 9:60  — Өлгәнләрни роһи өлүкләр өзлири йәрликкә қойсун! Сән болсаң, берип Худаниң Падишалиғиға даир Хуш Хәвәрни тарқат, — деди һәзрити Әйса униңға.
Luke UyCyr 9:61  Йәнә бирси: — Әй Устаз, мән Сизгә әгәшмәкчимән. Бирақ авал өйүмгә берип, өйдикиләр билән хошлишип келәй, — деди.
Luke UyCyr 9:62  — Қош һайдаветип, тохтимай кәйнигә қарайдиған адәмдәк, бурун­қи һаятиңлардин меһриңларни үзәлмисәңлар, Худаға хизмәт қилишқа лайиқ болмайсиләр, — деди һәзрити Әйса униңға.
Chapter 10
Luke UyCyr 10:1  Шу ишлардин кейин һәзрити Әйса шагиртлардин йәнә йәтмиш иккини таллап, Өзи бармақчи болған шәһәр-йезиларға икки-иккидин әвәтти.
Luke UyCyr 10:2  Улар йолға чиқиштин бурун һәзрити Әйса мундақ деди: — Қутқузулушқа интилидиғанлар мол һосулдәк көп, бирақ һосул­ни елиш үчүн ишләйдиғанлар аз екән. Һосулниң Егиси болған Худа­дин көпирәк ишчи әвәтип, һосулни жиғивелишни тиләңлар.
Luke UyCyr 10:3  Әнди йолға чиқиңлар. Мән силәрни қозиларни бөриләрниң арисиға әвәткәндәк әвәтимән.
Luke UyCyr 10:4  Пул халта, хурҗун вә аяқму алмаңлар. Йолда кишиләр билән көрүшкәндә параңлишишқиму тохтимаңлар.
Luke UyCyr 10:5  Қайси өйгә кирсәңлар, алди билән: «Аиләңләргә Худадин аманлиқ тиләймән!» дәңлар.
Luke UyCyr 10:6  У өйдә Худадин келидиған аманлиқни сөйгүчи болса, тилигән аманлиғиңлар униңға мәнсүп болиду. Әгәр болмиса, тилигән аманлиғиңлар өзәңларға яниду.
Luke UyCyr 10:7  У өйдин бу өйгә йөткилип жүрмәңлар, бәлки чүшкән өйдә туруңлар вә өйдикиләрниң бәрги­нини йәңлар, чүнки хизмәткар кимгә хизмәт қилса, шуниңдин иш һәққи елишқа һәқлиқ.
Luke UyCyr 10:8  Бирәр шәһәргә барғиниңларда, бирси силәрни қарши елип, алдиңларға немә қойса, шуни йәңлар.
Luke UyCyr 10:9  У шәһәрдики кесәлләрни сақайтиңлар вә у йәрдики кишиләргә: «Худаниң Падишалиғи силәргә намайән болуш алдида туриду!» дәңлар.
Luke UyCyr 10:10  Бирақ бирәр шәһәргә барғиниңларда, у йәрдики кишиләр силәрни қарши алмиса, көпчилик алдида:
Luke UyCyr 10:11  «Худадин келидиған җазаға өзәңларниң җавапкәр болидиғанлиғиңларни билдүрүш үчүн биз шәһириңларниң айиғимизға қонған тописиниму қеқип чүшириветимиз!» дәп агаһ­ландуруңлар вә уларға «Билишиңлар керәкки, Худаниң Падишалиғи силәргә расттинла намайән болған еди!» дәңлар.
Luke UyCyr 10:12  Билип қоюңларки, у шәһәрдикиләрниң қиямәт күни тартидиған җазаси Содом шәһи­ридики яман кишиләрниң тартидиған җазасидинму еғир болиду.
Luke UyCyr 10:13  — Һалиңларға вай, әй қоразинлиқлар! Һалиңларға вай, әй бәйтсайдалиқлар! Силәр үчүн яратқан мөҗүзилиримни Тир вә Сидон дегән ятлар шәһәрлиридә яратқан болсам, у йәрдики хәлиқ бурунла мәйүсләнгән һалда матиға йөгинип, күлгә милинип гуналириға товва қилған болатти.
Luke UyCyr 10:14  Қиямәт күни Худаниң силәргә беридиған җазаси, Тир вә Сидондикиләрниңкидинму еғир болиду.
Luke UyCyr 10:15  Әй кәпәрнаһум­луқлар! Асманға чиқмақчимидиңлар? Әксичә дозаққа ташлинисиләр!
Luke UyCyr 10:16  Һәзрити Әйса шагиртлириға йәнә: — Кимду-ким силәрниң сөзүңларға кирсә, Мениң сөзүмгә киргән болиду. Кимду-ким силәрни рәт қилса, Мениму рәт қилған болиду. Мени рәт қилғанлар Мени Әвәткүчиниму рәт қилған болиду, — деди.
Luke UyCyr 10:17  Һелиқи йәтмиш икки шагирт хошал-хорам һалда қайтип келип: — Әй Рәббимиз! Биз Сизниң намиңиздин буйруқ қилған едуқ, һәтта җинларму бизгә бойсунуп, чиқип кетишти! — дәп мәлум қилди.
Luke UyCyr 10:18  Һәзрити Әйса уларға: — Шундақ! Шәйтанниң асмандин чақмақтәк тез чүшкәнлигини көрдүм.
Luke UyCyr 10:19  Қулақ селиңлар! Мән силәргә илан-чаяндәк шәйтанни аяқ астиңларда янчип ташлалайдиған, униң барлиқ күч-қудритини бесип чүшидиған һоқуқ бәрдим. Силәргә һеч қандақ нәрсә зиян йәткүзәлмәйду.
Luke UyCyr 10:20  Лекин силәр җинларниң бойсунғанлиғи биләнла хошал болуп кәтмәңлар, бәлки Худаниң намиңларни асмандики һаятлиқ дәптиригә язғанлиғиға хошал болуңлар, — деди.
Luke UyCyr 10:21  Бу чағда һәзрити Әйса Муқәддәс Роһниң тәсири билән хурсән­ликкә чөмгән һалда мундақ деди: — Пүтүн аләмниң Егиси болған әй Атам! Сән бу һәқиқәтләрни өзини әқиллиқ, билимлик чағлайдиған кишиләрдин йошуруп, кичик балилардәк сәби кишиләргә ашкарилиғанлиғиң үчүн, Саңа мәд­һийи­ләр ейтимән. Шундақ, Ата, Сениң Өз хаһишиң әйнә шу еди.
Luke UyCyr 10:22  Һәзрити Әйса әтрапидикиләргә: — Атам һәммини Маңа ата қилди. Мениң Кимлигимни Атамдин башқа һеч ким билмәйду. Атамниң Кимлигиниму Мән вә Мән Өзәм ашкарилашни халайдиған кишиләрдин башқа һеч ким билмәйду, — деди.
Luke UyCyr 10:23  Андин һәзрити Әйса шагиртлириға қарап, астағина: — Көргән ишларни көрәлигәнлигиңлар үчүн нәқәдәр бәхитликсиләр!
Luke UyCyr 10:24  Билип қоюңларки, бурунқи нурғун пәйғәмбәрләр вә падишалар силәр көргән вә аңлиғанларни көрүшни вә аңлашни арзу қилған болсиму, мурадиға йетәлмиди, — деди.
Luke UyCyr 10:25  Тәврат устазлиридин бири һәзрити Әйсани синимақчи болуп: — Устаз, мән қандақ қилсам мәңгүлүк һаятқа еришәләймән? — дәп сориди.
Luke UyCyr 10:26  — Тәврат қанунида немә дейилгән? Буни өзиңиз қандақ чүшән­дүрисиз? — дәп сориди һәзрити Әйса.
Luke UyCyr 10:27  Һелиқи киши мундақ җавап бәрди: — «Пәрвәрдигариң болған Худани пүтүн қәлбиң, пүтүн җениң, пүтүн күчүң вә пүтүн зеһниң билән сөйгин»; буниңдин қалса, «Хошнаң­ни өзәңни сөйгәндәк сөй».
Luke UyCyr 10:28  — Тоғра җавап бәрдиңиз. Мана шундақ қилсиңиз, мәңгү яшайсиз, — деди һәзрити Әйса униңға.
Luke UyCyr 10:29  У киши өзиниң соал соришиниң йоллуқ екәнлигини билдүрүш үчүн, һәзрити Әйсадин чүшәндүрүш тәләп қилип: — Мениң сөйүшкә тегишлик хошнилирим кимләр? — дәп сориди.
Luke UyCyr 10:30  Һәзрити Әйса мундақ деди: — Бир адәм Йерусалимдин Ериха шәһиригә келиветип, йолда қарақчиларға учрап қапту. Қарақчилар униң кийим-кечәклирини салдурувелип, уни уруп, чала өлүк қилип, ташлап кетипту.
Luke UyCyr 10:31  Узун өтмәй, бир йәһудий роһаний шу йолдин келиветип, һелиқи адәмни көрүп, писәң қилмай йолниң у чети билән меңип өтүп кетипту.
Luke UyCyr 10:32  Шуниңдәк мәркизий ибадәтханида ишләйдиған лавий қәбилисидин болған бир хизмәтчиму бу йәргә кәлгәндә, у бечарә адәмни көрүп, кари болмай йолниң у чети билән меңип өтүп кетипту.
Luke UyCyr 10:33  Лекин йәһудийлар яман көридиған Самарийәдин кәлгән бир капир бу йәрдин өтүп кетиветип, уни көрүпла ич ағритипту
Luke UyCyr 10:34  вә алдиға берип, яғ вә шарап билән җараһитини жуюп, теңип қоюпту, андин уни өз ешигигә миндүрүп, бир меһманханиға елип берип, у йәрдә һалидин хәвәр апту.
Luke UyCyr 10:35  Әтиси меһманханиниң ғоҗайиниға икки күмүч тәңгә берип: «Униңға қарап қоюң, артуқ чиқими бар болса, қайтишимда төләймән», дәпту.
Luke UyCyr 10:36  Һәзрити Әйса һелиқи устаздин: — Сизчә, бу үч адәм ичидә қайсиси қарақчиларға йолуққан һелиқи кишигә хошнидарчилиқни йәткүзгән? — дәп сориди.
Luke UyCyr 10:37  — Униңға меһриванлиқ қилған һелиқи киши, — дәп җавап бәрди у. — Ундақ болса, сизму берип, башқиларға шундақ қилиң, — деди һәзрити Әйса униңға.
Luke UyCyr 10:38  Һәзрити Әйса шагиртлири билән биллә сәпирини давамлаш­туруп, бир йезиға кәлди. У йәрдә Марта исимлиқ бир аял Уни өйигә тәклип қилди.
Luke UyCyr 10:39  Мартаниң Мәрийәм исимлиқ бир сиңлиси бар еди. У һәзрити Әйсаниң айиғи тәрәптә олтирип, тәлимини аңлавататти.
Luke UyCyr 10:40  Өйдики ишларниң көплүгидин пайпетәк болуп жүргән Марта һәзрити Әйсаниң алдиға келип: — Әй Рәббим, сиңлим Мәрийәм шунчә көп ишларни маңила ташлавәтти, уни маңа ярдәмләштүргәйсиз! — деди.
Luke UyCyr 10:41  Бирақ һәзрити Әйса униңға мундақ җавап бәрди: — Әй Марта, сән артуқ ишларға баш қатуруп аварә болуп жүрүва­тисән.
Luke UyCyr 10:42  Бирақ бирла муһим иш бар. Мәрийәм шу яхши ишни тал­лавалди. Буни һеч ким униңдин тартивалалмайду.
Chapter 11
Luke UyCyr 11:1  Бир күни һәзрити Әйса бир йәрдә дуа қиливататти. Дуа аяқлаш­қандин кейин шагиртлиридин бири Униңға: — Әй Рәббим, Йәһия пәйғәмбәр өз шагиртлириға үгәткинидәк, Сизму бизгә дуа қилишни үгитип қойсиңиз, — деди.
Luke UyCyr 11:2  Һәзрити Әйса җавап берип мундақ деди: — Дуа қилғиниңларда, мундақ дәңлар: «Әй Атимиз, Сениң намиң улуқланғай. Падишалиғиң йәр йүзидиму намайән болғай.
Luke UyCyr 11:3  Күндилик йемәклигимизни бәргәйсән.
Luke UyCyr 11:4  Бизгә гуна қилған һәр кимни кәчүргинимиздәк, Сәнму гуналиримизни кәчүргәйсән. Бизни аздурулушлардин сақлап қалғайсән».
Luke UyCyr 11:5  Һәзрити Әйса сөзини давам қилип шагиртлириға мундақ деди: — Әгәр йерим кечидә достуңниң өйигә берип, «Бурадәр, маңа үч нан берип тур,
Luke UyCyr 11:6  өйүмгә бир достум сәпәр билән кәлгән еди, өйдә уни күткидәк бир нәрсә қалмапту» десәң,
Luke UyCyr 11:7  достуң өйиниң ичидә туруп, «Мени аварә қилма, ишик тақақлиқ, балилар, һәммимиз йетип қалдуқ. Хапа болма!» дәп җавап бериши мүмкинму?
Luke UyCyr 11:8  Яқ, у достлуқ­ниң йүзини қилмиған тәғдирдиму, сениң тартинмастин қайта-қайта ялвурушуң сәвәвидин болсиму, орнидин туруп, сориған нәрсәңни чоқум бериду.
Luke UyCyr 11:9  Шуниңға охшаш, силәр дуа қилип тиләңлар, Худа тилигиниңларни бериду. Издәңлар, таписиләр. Ишикни қеқиңлар, ечилиду.
Luke UyCyr 11:10  Чүнки тилигәнләр чоқум еришиду, издигәнләр чоқум тапиду, ишикни қаққанларға ишик чоқум ечилиду.
Luke UyCyr 11:11  Силәр белиқ тәләп қилған оғлуң­ларға илан берәттиңларму?
Luke UyCyr 11:12  Тухум тәләп қилса, чаян берәттиңларму?
Luke UyCyr 11:13  Гунакар болған силәр пәрзәнтлириңларға яхши нәрсиләрни беришни билгән йәрдә, асмандики Атаңлар тилигәнләргә Муқәддәс Роһини илтипат қилмасму?
Luke UyCyr 11:14  Бир күни һәзрити Әйса бир адәмни кекәч қилип қойған җин­ни униң тенидин һайдап чиқарди. Шуниң билән кекәч зуванға кәлди. Көпчилик буниңға интайин һәйран болушти.
Luke UyCyr 11:15  Бирақ бәзи кишиләр: «У җинларни уларниң башлиғи болған шәйтанға тайинип һайдаве­тиду», деди.
Luke UyCyr 11:16  Йәнә бәзиләр Униң Худа тәрипидин әвәтилгәнлигини синап беқиш мәхситидә, Униңдин бир карамәт көрситишни тәләп қилди.
Luke UyCyr 11:17  Уларниң немә ойлаватқанлиғини билгән һәзрити Әйса мундақ деди: — Әгәр бир дөләттикиләр икки груһқа бөлүнүп соқушса, у дөләт гумранлиққа йүз тутиду. Бир аилидикиләр өз ара җедәл-маҗра қилиш­са, у аилиму вәйран болиду.
Luke UyCyr 11:18  Шуниңға охшаш, шәйтан өз башқурушида болған җинлар билән соқушса, униң падишалиғи қандақму пут тирәп туралисун? Силәр Мени «Җинларни шәйтанға тайинип һайдайдикән», дәйсиләр.
Luke UyCyr 11:19  Әгәр дәрвәқә шундақ болса, силәрниң әгәшкүчилириңлар җинларни һайдашта кимгә таянди?! Ейтқанлириңларниң хата екәнли­гини өз әгәшкүчилириңлар дәлилләп бериду!
Luke UyCyr 11:20  Әмәлиятта Мән Худа­ниң күч-қудритигә тайинип җинларни һайдавәттим. Бу Худаниң Падишалиғиниң араңларда намайән болғанлиғини испатлайду.
Luke UyCyr 11:21  Әгәр толуқ қуралланған қавул адәм өз өйини қоғдап турса, униң мал-мүлки бехәтәр болиду.
Luke UyCyr 11:22  Лекин униңдин қавул бири һуҗум қилип уни йәңсә, униң таянған қураллирини тартивалиду вә мал-мүлүклирини олҗиға елип, өз адәмлиригә тарқитип бериду.
Luke UyCyr 11:23  Мән билән бир йолда маңмиғанлар, Маңа қарши турғучилардур. Маңа жиғивелишқа ярдәм бәрмигәнләр тозутувәткүчиләрдур.
Luke UyCyr 11:24  Җин бирәр адәмниң тенидин һайдаветилгәндин кейин, қурғақ далаларни арилап чиқип, туридиған җай издәйду. Тапалмиғандин кейин, «Илгирики өйүмгә қайтай!» дәйду.
Luke UyCyr 11:25  Шуниң билән җин у адәм­ниң тенигә қайтип келип, һелиқи адәмниң дилиниң пакиз тазилинип рәтләнгән өйдәк болуп қалғанлиғини байқайдудә,
Luke UyCyr 11:26  өзидинму бетәр йәттә җинни башлап кирип биллә туриду. Буниң билән һелиқи адәмниң кейинки һали бурунқидинму яманлишип кетиду.
Luke UyCyr 11:27  Һәзрити Әйса бу гәпләрни қиливатқанда, көпчилик арисида бир аял жуқури авазда: — Сизни туғуп, беқип чоң қилған аял нәқәдәр бәхитлик һә! — деди.
Luke UyCyr 11:28  — Худаниң сөзини аңлап, униңға бойсунидиған киши униң­динму бәхитлик! — деди һәзрити Әйса.
Luke UyCyr 11:29  Шу чағда һәзрити Әйсаниң әтрапиға нурғун адәм олишивалған еди. У Өзидин карамәт көрситишни тәләп қилған кишиләргә мундақ деди: — Бу заманниң адәмлири немә дегән осал! Улар карамәт көрсәт дәпла туриду. Бирақ силәргә Юнус пәйғәмбәрниң карамитидин башқа көрситидиған иккинчи карамәт йоқ.
Luke UyCyr 11:30  Юнус пәйғәмбәрдә йүз бәргән ишлар Нинәви шәһиридики хәлиққә бир мөҗүзилик аламәт болғиниға охшаш, Мәндә — Инсан Оғлида йүз беридиған ишларму бу әвлатқа йәнә шундақ мөҗүзилик аламәт болиду.
Luke UyCyr 11:31  Қиямәт күни Әрәпстандики Шәба падишалиғиниң аял падишаси орнидин туруп, силәрниң үстүңлардин шикайәт қилиду. Чүнки у падиша Сулайманниң әқиланә сөзлирини аңлаш үчүн, узун йолларни бесип кәлгән. Мана һазир бу йәрдә падиша Сулаймандинму Улуғи бар.
Luke UyCyr 11:32  Қиямәт күни Нинәви шәһиридики хәлиқму қопуп, силәрниң үстүңлардин шикайәт қилиду. Чүнки улар Юнус пәйғәмбәрниң тәлимини аңлап, яман йолдин қайтқан. Бирақ бу йәрдә Юнус пәйғәм­бәрдинму улуқ Бирси силәрни яман йолдин қайтишқа чақирса, қулақ салмидиңлар.
Luke UyCyr 11:33  — Һеч ким чирақни йеқип, уни көрүнмәс йәргә яки дас астиға йошуруп қоймайду. Әксичә өйгә киргәнләр ениқ көрәлисун дәп, уни чирақданниң үстигә қойиду, әлвәттә.
Luke UyCyr 11:34  Силәрниң көзүңлар тениңларниң чириғидур. Әгәр көзүңлар яхши болса, йәни көзүңлар Худада болса, пүтүн вуҗудуңлар йоруқлуқ билән толиду. Әгәр көзүңлар яман болса, пүтүн вуҗудуң­ларни қараңғулуқ басиду.
Luke UyCyr 11:35  Шуниң үчүн һошияр болуңларки, вуҗудуң­лардики «йоруқлуқ» йоруқлуқ әмәс, қараңғулуқ болмисун. Һаятиңлардики «Йоруқлуқниң» йоруқлуқ әмәс, бәлки қараңғулуқ болуп қелишиға диққәт қилиңлар.
Luke UyCyr 11:36  Әгәр пүтүн вуҗудуңлар йоруқлуқ билән толуп, униңда қараңғулуқтин қилчә әсәр болмиса, худди нурлуқ чирақ силәрни йорутуп турғандәк, һаятиңлар пүтүнләй йоруқлуқта болиду.
Luke UyCyr 11:37  Һәзрити Әйса сөзлирини аяқлаштурғандин кейин, бир пәрисий Уни өйигә тамаққа тәклип қилди. Һәзрити Әйса өйгә кирип, дәсти­ханда олтарди.
Luke UyCyr 11:38  Һелиқи пәрисий Униң тамақтин илгири қол жуюш диний қаидисини ада қилмиғанлиғини көрүп, интайин һәйран болди.
Luke UyCyr 11:39  Һәзрити Әйса униңға: — Силәр пәрисийләр тешила пакиз жуюлған чинә-қачиларға охшай­силәр. Қоллириңларни яхши жуйисиләр, бирақ ичиңлар ачкөзлүк вә яманлиқ билән толған.
Luke UyCyr 11:40  Әй наданлар, тешини яратқан Худа ичигиму қарап һесап алмасму?!
Luke UyCyr 11:41  Шуңа кәмбәғәлләргә көңүл бөлүп, өзәңлар ачкөзлүк билән бесип ятқан тәәллуқатилириңларни еһтияҗлиқ болған­ларға бериңлар. Шу чағдила ичиңлар һәм тешиңлар пак болиду.
Luke UyCyr 11:42  Һалиңларға вай, әй пәрисийләр! Силәр һәтта ялпуз, сузап қатарлиқ дора-дәрманларниң ондин бир үлүшини Худаға атайсиләрю, бирақ һәққанийлиқ вә Худаға болған муһәббәткә сәл қарайсиләр. Алди билән бу ишларни орунлишиңлар керәк. Башқа ишларға кәлсәк, улар­ғиму сәл қарашқа болмайду.
Luke UyCyr 11:43  Һалиңларға вай, әй пәрисийләр! Силәр ибадәтханида алаһидә орун­да олтиришқа, базарларда башқиларниң өзәңларға салам берип һөрмәтлишигә амрақ.
Luke UyCyr 11:44  Силәргә вай! Силәр худди кишиләр өтүп кетиветип, дәссәп меңипму сезәлмәйдиған, сесип кәткән қәбирсиз йәрликкә охшайсиләр! — деди.
Luke UyCyr 11:45  Мәлум бир Тәврат устази һәзрити Әйсаға: — Устаз, бу сөзлириңиз бизгиму һақарәт болди! — деди.
Luke UyCyr 11:46  Һәзрити Әйса униңға мундақ җавап бәрди: — Силәргиму вай, әй Тәврат устазлири! Силәр қаттиқ диний қаидәңлар арқилиқ көтәргили болмайдиған еғир жүкни башқиларниң зиммисигә жүкләйсиләрю, өзәңлар бирәр бармиғиңларниму мидирлитип қоймайсиләр.
Luke UyCyr 11:47  Силәргә вай! Силәр ата-бовилириңлар өлтүргән пәйғәмбәрләрниң хатирә ташлирини чирайлиқ ясидиңлар.
Luke UyCyr 11:48  Бу силәрниң ата-боваңларниң қилмишлирини яқлиғиниңлардин дерәк бериду. Чүнки улар пәйғәмбәрләрни өлтүргән болса, силәр у пәйғәмбәрләрниң қәбирлирини ясап туруп, уларға ишәнмидиңлар.
Luke UyCyr 11:49  Шуниң үчүн Худа Өзиниң даналиғи билән мундақ дегән: «Мән уларға пәйғәмбәр вә әлчилиримни әвәтимән. Бәзилири улар тәрипи­дин өлтүрүлиду, бәзилири уларниң зиянкәшлигигә учрайду».
Luke UyCyr 11:50  Шуниң үчүн аләм яритилғандин бу янқи пәйғәмбәрләрни өлтүрүш гуналириниң һәммисигә, йәни Һабилниң өлтүрүлүшидин тартип, таки роһаний Зәкәрияниң мәркизий ибадәтханидики муқәд­дәс җай билән қурванлиқ суписиниң арилиғида өлтүрүлүшигичә болған қан қәризләрниң һәммисигә мошу заманниң адәмлири җавапкәр болиду. Шундақ, буларниң һәммиси үчүн силәр җазаға тартилисиләр.
Luke UyCyr 11:51  Шуниң үчүн аләм яритилғандин бу янқи пәйғәмбәрләрни өлтүрүш гуналириниң һәммисигә, йәни Һабилниң өлтүрүлүшидин тартип, таки роһаний Зәкәрияниң мәркизий ибадәтханидики муқәд­дәс җай билән қурванлиқ суписиниң арилиғида өлтүрүлүшигичә болған қан қәризләрниң һәммисигә мошу заманниң адәмлири җавапкәр болиду. Шундақ, буларниң һәммиси үчүн силәр җазаға тартилисиләр.
Luke UyCyr 11:52  Һалиңларға вай, әй Тәврат устазлири! Һәқиқәт ғәзнисиниң ачқу­чини қолуңларға еливелип, өзәңлар униң ичигә кирмидиңлар, һәтта киришни халиғанларниму киргүзмидиңлар.
Luke UyCyr 11:53  Һәзрити Әйса у йәрдин кәткәндин кейин, Тәврат устазлири билән пәрисийләр Уни қаттиқ сөкүп, Униңға қийин соалларни қоюп, сөзидин тутувелип зиянкәшлик қилишқа пурсәт күтүшти.
Luke UyCyr 11:54  Һәзрити Әйса у йәрдин кәткәндин кейин, Тәврат устазлири билән пәрисийләр Уни қаттиқ сөкүп, Униңға қийин соалларни қоюп, сөзидин тутувелип зиянкәшлик қилишқа пурсәт күтүшти.
Chapter 12
Luke UyCyr 12:1  Миңлиған кишиләр қиста-қистаңчилиқтин бир-бирини дәс­сәвәт­кидәк болушуп кәткән еди. Һәзрити Әйса шагирт­ли­риға қарап: — Силәр пәрисийләрниң ечитқусидин, йәни сахтипәзлигидин һошияр болуңлар.
Luke UyCyr 12:2  Ашкарә болмайдиған һеч қандақ йошурун иш, паш болмайдиған һеч қандақ мәхпийәтлик йоқтур.
Luke UyCyr 12:3  Демәк, силәрниң мәхпий қилған сөзлириңлар очуқ-ашкарә аңлиниду. Өйниң ичидә йошурун пичирлашқан гәплириңларму төрт тамдин өтүп, хәлқи аләмгә пур кетиду, — деди.
Luke UyCyr 12:4  Һәзрити Әйса йәнә мундақ деди: — Достлар, җениңларни тениңлардин җуда қилиштин башқа зиянкәшлик қолидин кәлмәйдиғанлардин қорқмаңлар.
Luke UyCyr 12:5  Кимдин қорқуш керәклигини көрситип қояй. Җениңларни алғандин кейин, дозаққа ташлашқа һоқуқлуқ болған Худадин қорқуңлар. Қорқушқа тегишлиги әйнә шу.
Luke UyCyr 12:6  Бәш қушқачни икки тәңгигә сетивалғили болсиму, лекин уларниң бириниму Худа унтуп қалғини йоқ.
Luke UyCyr 12:7  Һәтта силәрниң һәр бир тал чечиңларниңму һесави бар. Шундақ екән, қорқмаңлар, чүнки силәр Худа үчүн нурғунлиған қушқачтинму қиммәтликтә!
Luke UyCyr 12:8  — Көңүл қоюп аңлаңлар! — деди һәзрити Әйса гепини давамлаш­туруп, — һазир көпчилик алдида Мени етирап қилғанларни, кейин Инсан Оғлиму Худаниң периштәлири алдида етирап қилиду.
Luke UyCyr 12:9  Бирақ көпчилик алдида Мени рәт қилғанлар, Худаниң периштәлири алди­диму рәт қилиниду.
Luke UyCyr 12:10  Инсан Оғлиға қарши сөз қилғанлар кәчүрүмгә еришәләйду. Бирақ Муқәддәс Роһқа күпүрлүк қилғанлар кәчүрүмгә еришәлмәйду.
Luke UyCyr 12:11  Кишиләр силәрни «Бу адәм һәзрити Әйсаға әгәшкән», дәп ибадәт­ханиға яки һөкүмдарларниң алдиға елип берип, сораққа тартқанда, «Өзәмни қандақ ақлисам болар?» яки «Немә десәм болар?» дәп әндишә қилмаңлар.
Luke UyCyr 12:12  Чүнки немә дейишиңларни Муқәддәс Роһ шу вақитта силәргә үгитиду.
Luke UyCyr 12:13  Көпчилик ичидин бир киши һәзрити Әйсаға: — Устаз, акамға атимиздин қалған мирастин маңа тегишлигини беришини буйрусиңиз, — деди.
Luke UyCyr 12:14  — Бурадәр, ким Маңа силәрниң араңларда қазилиқ қилиш яки мирасиңларни айрип бериш һоқуқини берипту? — деди һәзрити Әйса униңға.
Luke UyCyr 12:15  Кейин У көпчиликкә: — Һәр хил ачкөзлүктин пәхәс болуңлар вә сақлиниңлар. Чүнки киши һәр қанчә бай болуп кәтсиму, униң һаяти мал-мүлкиниң көплү­гигә бағлиқ әмәс, — деди
Luke UyCyr 12:16  һәм уларға мундақ бир тәмсилни сөзләп бәрди: — Бир байниң йери мол һосул берипту.
Luke UyCyr 12:17  У көңлидә: «Бунчивала һосулни қойидиған йерим йоқ. Қандақ қилишим керәк?
Luke UyCyr 12:18  Тоғра, һазирқи амбарлиримни бузуп, кәңәйтип қуруп, ашлиқ вә башқа мал-мүлүклиримни шу йәргә қоймамдимән?!» дәп ойлапту.
Luke UyCyr 12:19  У йәнә өз-өзигә: «Вай-вуй, сән немә дегән бәхитлик адәм! Көп жил йәткидәк мал-мүлкүң бар. Йәп-ичип, турмушуңни хошал-хорам, раһәт өткүзмәмсән?!» дәпту.
Luke UyCyr 12:20  Лекин Худа униңға: «Әй ахмақ, бүгүн кечила аманәтни тапшурисән, ундақта топлиған барлиқ байлиғиң әнди кимгә қалар?» дәпту.
Luke UyCyr 12:21  Һәзрити Әйса йәкүнләп мундақ деди: — Өзигә байлиқ топлиған, амма Худаниң нәзәридә бай болмиған кишиниң ақивити мана шундақ болиду.
Luke UyCyr 12:22  Андин һәзрити Әйса шагиртлириға мундақ деди: — Шуңа билип қоюңларки, турмушуңларға керәклик йемәк-ичмәк яки учаңларға кийидиған кийим-кечәктин ғәм қилмаңлар.
Luke UyCyr 12:23  Чүнки һаятлиқ йемәк-ичмәктин, тән кийим-кечәктин көп әзиздур.
Luke UyCyr 12:24  Қарғиларға қараңлар! Улар теримайду, жиғмайду, уларниң амбар, қоймилириму йоқ. Худа уларниму ач қоймиған йәрдә, силәрниң рисқиңларни чоқум бериду. Чүнки силәр шу қушлардин көп әзиз әмәсму?
Luke UyCyr 12:25  Араңларда қайсиңлар ғәм-қайғу билән өмрүңларни кичиккинә узарталайсиләр?
Luke UyCyr 12:26  Мана шунчилик кичик ишниму қилалмисаңлар, башқа ишлар үчүн ғәм қилишиңларниң немә һаҗити?!
Luke UyCyr 12:27  Явайи гүлләрниң қандақ өсидиғанлиғиға қарап беқиңлар. Улар ишму қилмайду, кийимму тикмәйду. Лекин силәргә шуни ейтайки, һәтта улуқ падиша Сулайманниң һашамәтлик тонлириму бу явайи гүлләр­ниң гөзәллигигә тәң келәлмәйду.
Luke UyCyr 12:28  Әй ишәнчи аҗизлар! Даладики бүгүн ечилса, әтиси қуруп очаққа қалинидиған әшу гүл-гияларни шундақ безигән Худа силәрни техиму кийиндүрмәсму?
Luke UyCyr 12:29  Шундақ екән, йемәк-ичмәк, кийим-кечәк үчүн баш қатурмаңлар. Һеч неми­дин әнсиримәңлар.
Luke UyCyr 12:30  Бу дунияниң адәмлири мана шу нәрсиләр үчүн издиниду. Бирақ асмандики Атаңлар силәрниң бу нәрсиләргә муһтаҗлиғиңларни билиду.
Luke UyCyr 12:31  Шуниң үчүн силәр Худаниң Падишалиғи һәққидә издиниңлар. У чағда Худа силәргә мана буларниң һәммисини қошуп тәғдим қилиду.
Luke UyCyr 12:32  — Қозилирим, қорқмаңлар! Силәр аз вә аҗиз болсаңларму, Атаң­лар Өз Падишалиғини силәргә беришни лайиқ көрди.
Luke UyCyr 12:33  Мал-мүлкүң­ларни сетип, кәмбәғәлләргә сәдиқә бериңлар. Өзәңларға упримайдиған пул халта һазирлаңлар. Шундақ қилсаңлар, оғри алалмайдиған, күйә йемәйдиған җай — асманда ғәзнә топлиған болисиләр.
Luke UyCyr 12:34  Байлиғиңлар қәйәрдә болса, қәлбиңларму шу йәрдә болиду.
Luke UyCyr 12:35  — Худди белини чиң бағлап, чирақлирини яндуруп,
Luke UyCyr 12:36  ғоҗайи­ниниң той зияпитидин қайтип келишини күтүп турған чакарлардәк, һәр дайим тәйяр туруңлар. Ғоҗайин келип ишикни қаққанда, чакар­лар дәрһал чиқип ишикни ечиши керәк.
Luke UyCyr 12:37  Ғоҗайин қайтип кәлгәндә, чакарлириниң ойғақ вә тәйяр турғанлиғини көрсә, бу чакарларниң бәхтидур! Билип қоюңларки, буни көргән ғоҗайин чакарларниң хизмитидә болуп, уларни дәстиханға олтарғузуп, шәхсән өзи күтүвалиду.
Luke UyCyr 12:38  Һәтта ғоҗайин йерим кечидә яки сәһәрдә кәлсун, у чакарлириниң ойғақлиғини көрсә, бу чакарларниң бәхтидур!
Luke UyCyr 12:39  Билип қоюңларки, әгәр өй егиси оғриниң кечиси қачан келидиғанлиғини билсә, оғриниң өйгә бузуп киришигә һәргиз йол қоймайду, әлвәттә!
Luke UyCyr 12:40  Шуниңға охшаш, силәрму һәр дайим тәйяр туруңлар. Чүнки Инсан Оғли силәр ойлимиған чағда қайтип келиду.
Luke UyCyr 12:41  — Әй Рәббим, бу тәмсилләрни бизгила қаритип ейттиңизму яки көпчиликкә қаритипму? — дәп сориди Петрус.
Luke UyCyr 12:42  Һәзрити Әйса мундақ деди: — Ким ишәнчлик вә зерәк чакар болса, ғоҗайин уни башқа чакар­лири үстидин күзитип, ғоҗайинниң озуқ-түлүгини уларға вақти-вақтида тәхсим қилип беришкә қойиду.
Luke UyCyr 12:43  Ғоҗайин сәпиридин қайтип келип, чакириниң шунчилик садақәт билән хизмәт қиливатқинини көрсә, бу чакарниң бәхти!
Luke UyCyr 12:44  Билип қоюңларки, ғоҗайин уни пүтүн тәәллуқатини башқурушқа қойиду.
Luke UyCyr 12:45  Лекин әгәр бу чакар көңлидә: «Ғоҗайиним кечикип қайтип келидиғу», дәп башқа әр, аял чакарларни урса вә йәп-ичип мәс болса,
Luke UyCyr 12:46  ғоҗайин күтүлмигән бир күни, ойлимиған бир вақитта қайтип келип, уни уруп чала өлүк қилип, етиқатсизлар билән охшаш тәғдиргә дучар қилиду.
Luke UyCyr 12:47  Ғоҗайининиң немә тәләп қилғанлиғини билип туруп, руслинип турмиған вә ғоҗайининиң дегинини қилмиған чакар қаттиқ таяқ йәйду.
Luke UyCyr 12:48  Бирақ ғоҗайининиң тәливини билмәй туруп, таяқ йейишкә тегишлик ишни қилған чакар йенигирәк таяқ йәйду. Худа кимгә көп бәрсә, униңдин көп күтиду. Чүнки кимгә көп аманәт қоюлған болса, униңдин тәләп қилинидиғиниму көп болиду.
Luke UyCyr 12:49  — Мән дунияға от йеқишқа кәлдим. Бу отниң йенип кетишини нәқәдәр арзу қилимән һә!
Luke UyCyr 12:50  Мән алди билән азаплиқ «чөмүлдүрүштин» өтүшүм керәк. Бу чөмүлдүрүш әмәлгә ашқичә интайин қийнили­ватимән.
Luke UyCyr 12:51  Силәр Мени дунияға течлиқ елип кәлдимикин, дәп ойлап қалмаңлар. Мән течлиқ әмәс, бөлүнүш елип кәлдим!
Luke UyCyr 12:52  Буниңдин кейин бир аилидикиләр бир-бирсигә қарши туриду.
Luke UyCyr 12:53  «У Әйсаниң әгәшкүчиси», дәп ата оғлиға, оғул атисиға, ана қизиға, қиз анисиға, қейинана келинигә, келин қейинанисиға қарши туриду.
Luke UyCyr 12:54  Һәзрити Әйса көпчиликкә йәнә мундақ деди: — Силәр күн петиш тәрәптә булут көрүнсә, «Ямғур яғиду» дәйси­ләр. Җәнуп тәрәптин шамал чиқса, «Һава иссийду» дәйсиләр. Дәрвәқә, шундақ болиду.
Luke UyCyr 12:55  Һәзрити Әйса көпчиликкә йәнә мундақ деди: — Силәр күн петиш тәрәптә булут көрүнсә, «Ямғур яғиду» дәйси­ләр. Җәнуп тәрәптин шамал чиқса, «Һава иссийду» дәйсиләр. Дәрвәқә, шундақ болиду.
Luke UyCyr 12:56  Әй сахтипәзләр! Силәр асман-зиминниң рәңгини чүшәндүрәләйсиләрю, һазирниң немә вақит екәнлигини чүшәндүрәлмәмсиләр?!
Luke UyCyr 12:57  Неминиң тоғра екәнлигигә силәр өзәңлар немишкә һөкүм қилип бақмайсиләр?!
Luke UyCyr 12:58  Әгәр бири үстүңлардин әризә қилип, силәрни сотқа елип бармақчи болса, имканийәтниң баричә, алдин-ала униң билән яришивелиңлар. Болмиса у силәрни сотчиға, сотчи болса қаравулға тапшуруп, зинданға солитиветиду.
Luke UyCyr 12:59  Билип қоюңларки, силәргә қоюлған җәриманниң бир тийининиму қоймай төлимигичә, зиндандин чиқалмайсиләр!
Chapter 13
Luke UyCyr 13:1  Шу чағда бир нәччә киши келип, һәзрити Әйсаға бир қисим җәлилийәликләрниң мәркизий ибадәтханида қурванлиқ қиливатқинида, һаким Пилатус тәрипидин өлтүрүлүп, уларниң қениниң қурванлиқниң қени билән арилишип кәткәнлигини ейтти.
Luke UyCyr 13:2  Һәзрити Әйса мундақ деди: — Бу җәлилийәликләрниң башқа җәлилийәликләрдин көпирәк гунайи болғанлиғи үчүн шунчилик җапа чәкти, дәп қарамсиләр?
Luke UyCyr 13:3  Яқ, ундақ әмәс! Гуналириңларға товва қилмисаңлар, силәрму әшулардәк һалак болисиләр.
Luke UyCyr 13:4  Силоһа мәһәлисидики мунара өрүлүп чүшкәндә тегидә қелип өлгән он сәккиз кишини қандақ дәйсиләр? Уларни Йеруса­лимдики башқа кишиләрдинму яман, дәп қарамсиләр?
Luke UyCyr 13:5  Ундақ әмәс! Билип қоюңларки, гуналириңларға товва қилмисаңлар, силәрму һалак болисиләр.
Luke UyCyr 13:6  Андин һәзрити Әйса бу тәмсилни сөзләп бәрди: — Бир кишиниң беғида бир түп әнҗир дәриғи бар екән. У киши бу дәрәқтин мевә күтүпту, лекин дәрәқ мевә бәрмәпту.
Luke UyCyr 13:7  У киши бағвәнгә: «Қара, үч жилдин бери шунчә күтсәм, бир талму мевә бәрмиди, уни кесивәт! Униң бу йәрдә йәр егиләп турушиниң немә һаҗити», дәпту.
Luke UyCyr 13:8  «Ғоҗайин, йәнә бир жил вақит бериң. Униң түвидики топиларни юмшитип, оғутлап бақай.
Luke UyCyr 13:9  Әгәр келәр жили мевә бәрсә, техи яхши. Бәрмисә, кесиветәйли», дәпту бағвән.
Luke UyCyr 13:10  Бир дәм елиш күни һәзрити Әйса бир ибадәтханида кишиләргә тәлим беривататти.
Luke UyCyr 13:11  У йәрдә У җин чаплашқили он сәккиз жил болған бир аялни көрди. Бу аялниң бели пүкүлгән болуп, руслинип тик туралматти.
Luke UyCyr 13:12  Һәзрити Әйса уни көргәндә, йениға чақирип: — Ханим, кесилиңиз сақайди! — дәп
Luke UyCyr 13:13  қолини униң учисиға қоюведи, һелиқи аял дәрһал руслинип тик туруп, Худаға мәдһийә ейтти.
Luke UyCyr 13:14  Һәзрити Әйсаниң дәм елиш күни кесәл сақайтқанлиғини көргән ибадәтхана җавапкәри ғәзәп билән көпчиликкә: — Иш вақтимиз алтә күн. Шипалиқ издигүчиләр дәм елиш күнидин башқа шу алтә күн ичидә келиши керәк, — деди.
Luke UyCyr 13:15  Рәббимиз Әйса униңға мундақ җавап бәрди: — Әй сахтипәзләр, дәм елиш күни өкүз вә ешигиңларни оқурдин йешип, суғарғили елип барисиләрғу?! Бу һәрикитиңларни иш дәп һесаплимамсиләр?!
Luke UyCyr 13:16  Әҗдадимиз Ибраһимниң әвлатлиридин болған бу аял он сәккиз жилдин бери шәйтанниң сиртмиғида турупту. Әнди дәм елиш күни болсиму уни сиртмақтин бошитивәтсәм яман боптуму?!
Luke UyCyr 13:17  Һәзрити Әйсаниң бу сөзи дүшмәнлирини хиҗаләт қилди. Көпчи­лик болса, Униң яратқан әҗайип мөҗүзилиридин хурсән болди.
Luke UyCyr 13:18  Һәзрити Әйса тәлим беришни давамлаштуруп мундақ деди: — Худаниң Падишалиғи зади қандақ? Мән уни қандақ сүрәтләп берәй?
Luke UyCyr 13:19  У гоя бир тал қича уруғиға охшайду. Гәрчә қича уруғи кичик болсиму, киши уни териса, өсүп йетилип көчәт болиду. Қушлар келип униң шахлирида угилайду.
Luke UyCyr 13:20  Униңдин башқа, Худаниң Падишалиғини немигә охшитай? У худди хемиртуручқа охшайду. Аял хемиртуручни бир халта унға қошуп жуғарса, бу хемиртуруч пүтүн хемирни болдуралайду.
Luke UyCyr 13:21  Униңдин башқа, Худаниң Падишалиғини немигә охшитай? У худди хемиртуручқа охшайду. Аял хемиртуручни бир халта унға қошуп жуғарса, бу хемиртуруч пүтүн хемирни болдуралайду.
Luke UyCyr 13:22  Һәзрити Әйса Йерусалимға кетиветип, нурғун шәһәр-йезилар­дин өткәч, тәлим берип маңди.
Luke UyCyr 13:23  Бири Униңдин: — Әй Тәхсир, қутқузулидиғанларниң сани азму? — дәп сориди. Һәзрити Әйса көпчиликкә мундақ җавап бәрди:
Luke UyCyr 13:24  — Аз болсун, көп болсун, силәр асманниң тар ишигидин киришкә тиришиңлар. Чүнки нурғун кишиләр бу ишиктин кирәй десиму, кирәлмәйду.
Luke UyCyr 13:25  Өйниң ғоҗайини ишикни тақиған вақтида, силәр ташқирида туруп: «Тәхсир, ишикни ечиң!» дәп ишикни қақсаңлар, у: «Яқ! Ачмаймән, чүнки силәрни тонумаймән», дәйду.
Luke UyCyr 13:26  Силәр: «Биз сиз билән һәмдәстихан болған, сизму бизниң кочилиримизда тәлим бәргән» десәңлар,
Luke UyCyr 13:27  у силәргә йәнә бир қетим: «Силәрни тону­май­мән, көзүмдин йоқилиңлар, әй яманлиқ қилғучилар!» дәйду.
Luke UyCyr 13:28  Силәр Ибраһим, Исһақ, Яқуп вә барлиқ пәйғәмбәрләрни Худаниң Падиша­лиғи ичидә, өзәңларни болса, сиртқа қоғлаветилгән һалда көргиниң­ларда, һәсрәттә жиғлап, чишлириңларни ғучурлитисиләр.
Luke UyCyr 13:29  У чағда дунияниң һәммә җайлиридин нурғун йәһудий әмәсләрниң дөләтлири­динму нурғун кишиләр келишип, Худаниң Падишалиғида һәмдәстихан болиду.
Luke UyCyr 13:30  Шундақ қилип, кәйнидикиләр алдиға өтүп, алдидикиләр кәйнидә қалиду.
Luke UyCyr 13:31  Дәл шу чағда бир нәччә пәрисийләр һәзрити Әйсаниң алдиға келип: — Бу йәрдин башқа җайға кетиң. Һирод хан Сизни өлтүрмәкчи, —деди.
Luke UyCyr 13:32  Һәзрити Әйса унимастин: — Силәр берип, у түлкигә Мениң давамлиқ җинларни һайдайди­ғанлиғим вә кесәлләрни сақайтидиғанлиғимни, узун өтмәйла Йеруса­лимда вәзипәмни тамамлайдиғанлиғимни дәңлар.
Luke UyCyr 13:33  Шундақ екән, шу вақитқичә йолумни давамлаштурмисам болмайду. Чүнки бир пәйғәмбәр үчүн елип ейтқанда, Йерусалимдин башқа йәрдә өлтүрүлүш мувапиқ әмәстур.
Luke UyCyr 13:34  Әй йерусалимлиқлар! Пәйғәмбәрләр вә Худа әвәткән әлчиләрни чалма-кесәк қилип өлтүргән йерусалимлиқлар! Гоя мекиян өз җүҗилирини қанат астиға алғандәк, Мәнму силәрни қанчә қетим Өз қойнумға алмақчи болдум, лекин силәр унимидиңлар.
Luke UyCyr 13:35  Мана әнди Худа ибадәтханаңлардин айрилип, силәрни ташлап кетиду. Шуни билип қоюңларки, силәр: «Рәббимиз әвәткән Қутқазғучиға мубарәк болсун!» дәп Маңа ишәнмигичә, Мени қайтидин көрәлмәйсиләр, — деди.
Chapter 14
Luke UyCyr 14:1  Бир дәм елиш күни һәзрити Әйса муһим бир пәрисий ақсақи­линиң өйигә тамаққа барди. Бәзиләр Уни тутуш койида, Униң сөз-һәрикәтлирини күзитивататти.
Luke UyCyr 14:2  У йәрдә сулуқ ишшиқ кесилигә гириптар болған бир адәм бар еди.
Luke UyCyr 14:3  Һәзрити Әйса у йәрдики Тәврат устазлири вә пәрисийләрдин: — Тәвратта дәм елиш күни кесәл сақайтишқа рухсәт қилинғанму-йоқ? — дәп сориди.
Luke UyCyr 14:4  Бирақ улар гәп қилмиди. Һәзрити Әйса болса һелиқи кесәлгә қоли­ни тәккүзүп, сақайтип йолға салди.
Luke UyCyr 14:5  Андин көпчиликкә: — Балаңлар яки калаңлар қудуққа чүшүп кәтсә, дәм елиш күни демәй, уни дәрһал тартип чиқиривалмамсиләр?! — деди.
Luke UyCyr 14:6  Бирақ һеч ким һәзрити Әйсаниң бу соалиға җавап берәлмиди.
Luke UyCyr 14:7  Бәзи меһманларниң төр талишиватқанлиғиға диққәт қилған һәз­рити Әйса көпчиликкә тәмсил билән мундақ деди:
Luke UyCyr 14:8  — Тәклип билән той зияпитигә қатнашқан вақтиңизда, төргә чиқивалмаң. Сиздинму һөрмәтлик бир меһман чақирилған болуши мүмкин.
Luke UyCyr 14:9  У чағда саһипхан сизгә: «Бу яққа орун бәргәйсиз!» дәп қалса, интайин хиҗаләтчиликтә төвәнгә чүшүшкә мәҗбур болисиз.
Luke UyCyr 14:10  Лекин сиз тәклипкә бенаән келип, төвәндә олтарған вақтиңизда, саһипхан сизгә: «Достум, жуқуриға чиқиң!» десә, меһманларниң алдида аброю­ңиз болиду.
Luke UyCyr 14:11  Чүнки Худа өзини үстүн тутқанни төвән қилиду, өзини төвән тутқанни үстүн қилиду.
Luke UyCyr 14:12  Һәзрити Әйса Өзини меһманға чақирған саһипханға мундақ деди: — Меһман чақирғиниңизда дост-бурадәр, қериндаш, уруқ-туққан яки бай холум-хошнилириңизнила чақирмаң. Ундақта, уларниңму сизни чақирип, адәмгәрчилигиңизни қайтуруветишиға тоғра келиду.
Luke UyCyr 14:13  Шуниң үчүн зияпәт бәрмәкчи болсиңиз, ғерип-ғурва, мәйип-нака, ақсақ-чолақ, кор-әмаларни чақириң.
Luke UyCyr 14:14  Буниң билән бәхитлик болисиз, чүнки у кишиләрниң яхшилиғиңизни қайтуруш мүмкинчилиги йоқ. Лекин Худа һәққаний кишиләрни қайта тирилдүргәндә, бу яхшилиғиңизни Өзи қайтуриду.
Luke UyCyr 14:15  Һәзрити Әйса билән бир дәстиханда олтарғанлардин бири бу сөз­ләрни аңлап, Униңға: — Худаниң Падишалиғидики зияпәттә олтиридиғанлар немә дегән бәхитлик һә! — деди.
Luke UyCyr 14:16  Бирақ һәзрити Әйса мундақ бир тәмсилни сөзләп бәрди: — Бир киши чоң зияпәт һазирлап, нурғун меһман чақирипту.
Luke UyCyr 14:17  Дәстихан селинған күни чакирини әвәтип чақирилған меһманларға: «Мәрһәмәт, һәммә нәрсә тәйяр болди!» дәп ейтипту.
Luke UyCyr 14:18  Бирақ меһман­лар бармаслиққа бир-бирләп банә көрситипту. Биринчиси: «Мән һели бир парчә йәр сетивалған едим, берип көрүп кәлмисәм болмайду. Кәчүрүң, баралмаймән», дәпту.
Luke UyCyr 14:19  Йәнә бири: «Мән он өкүз сетивалдим, һазир берип көздин кәчүрүп келишим керәк. Кәчүргәйсиз, зияпәткә қатнишалмайдиған болдум», дәпту.
Luke UyCyr 14:20  Йәнә бири: «Мән йеңи өйләнгән, шуңа баралмаймән», дәпту.
Luke UyCyr 14:21  Чакар қайтип келип, һәммә әһвални ғоҗайиниға мәлум қипту. Ғоҗайин ғәзәпләнгән һалда чакириға: «Дәрһал шәһәрниң чоң-кичик кочилириға кирип, ғерип-ғурва, мәйип-нака, кор-әма, ақсақ-чолақларни жиғип кәл», дәпту.
Luke UyCyr 14:22  Узун өтмәй чакар қайтип келип: «Ғоҗайин, буйруғуңизни ада қилдим. Йәнә бир мунчә бош орун бар!» дәпту.
Luke UyCyr 14:23  «Йезидики чоң-кичик арқа кочиларни арилап, тапқан адимиңни зорлап әкелип өйүмни толтур!
Luke UyCyr 14:24  Чүнки башта чақирилған адәмләрниң һеч қайсисини дәстихинимда олтарғузмаймән», дәпту ғоҗайин униңға.
Luke UyCyr 14:25  Нурғунлиған кишиләр һәзрити Әйса билән биллә кетивататти. Һәз­рити Әйса уларға қарап мундақ деди:
Luke UyCyr 14:26  — Маңа әгәшкәнләр Мени ата-аниси, бала-җақиси, ака-укилири, ача-сиңиллири, һәтта өз җенидинму әзиз көрмисә, Мениң шагиртим болушқа лайиқ әмәс.
Luke UyCyr 14:27  Өзиниң чапрас яғичини көтирип, Маңа әгәшми­гәнләрму шагиртим болушқа лайиқ әмәс.
Luke UyCyr 14:28  Әгәр араңлардики бири мунара салмақчи болса, алди билән бу қурулушни пүткүзүш үчүн йәткидәк пул барму йоқ дәп, қанчә пул кетидиғанлиғини чоңқур һесаплимай қаламду?!
Luke UyCyr 14:29  Ундақ қилмиғанда, мунариниң асасини қуруп қоюп, уни пүткүзәлмисә, буни көргәнләр,
Luke UyCyr 14:30  «Бу адәм қурулушни башлап қоюп, айиғини чиқиралмиди», дәп заңлиқ қилмай қалмайду.
Luke UyCyr 14:31  Шуниңға охшаш, әгәр бир падишаниң он миң кишилик қошуни болуп, жигирмә миң кишилик қошунни башлап келиватқан иккин­чи бир падиша билән урушқили бармақчи болса, у җәзмән алди билән өз күчини синап, дүшминигә тақабил туралайдиған яки туралмайди­ғанлиғини мөлчәрләп көриду әмәсму?!
Luke UyCyr 14:32  Әгәр «Тақабил туралмаймән» дегән қарарға кәлсә, дүшмән қошуни техи жирақтики вақтида әлчи әвәтип, улар билән течлиқ шәртнамиси түзүшни өтүниду.
Luke UyCyr 14:33  Шуниңға охшаш, қайсиңлар болсун бар-йоқуңлардин ваз кәчмисәңлар, Мениң шагиртим болалмайсиләр.
Luke UyCyr 14:34  Туз яхши нәрсә. Бирақ туз өз күчидин қалса, уни қандақ әслигә кәлтүргили болиду?
Luke UyCyr 14:35  Уни топиға яки оғутқа селишқиму яримай, ташлаветишкә тоғра келиду. Бу сөзләрни қулиғиңларда чиң тутуңлар!
Chapter 15
Luke UyCyr 15:1  Баҗгирлар вә башқа гунакар дәп қаралғанлар һемишәм һәз­рити Әйсаниң әтрапиға олишип, Униң тәлимини аңлатти.
Luke UyCyr 15:2  Пәрисийләр билән Тәврат устазлири ғотулдишип: — Бу адәм немишкә дайим гунакарларни қарши алиду вә улар билән бир дәстиханда олтириду? — дейишти.
Luke UyCyr 15:3  Шуңа һәзрити Әйса бу һәқтә уларға мундақ бир тәмсилни сөзләп бәрди:
Luke UyCyr 15:4  — Әгәр ичиңларда бириниң йүз қойи болуп, униңдин бири йоқи­лип кәткән болса, у қандақ қилиду? У җәзмән қалған тохсән тоққуз қойни отлаққа ташлап, һелиқи йоқалған қойини тепилғичә издәйду.
Luke UyCyr 15:5  Тепивалғанда, интайин хурсән болуп, қойни мүрисигә артип,
Luke UyCyr 15:6  өйигә елип келиду. Андин холум-хошна, яр-бурадәрлирини чақирип, уларға: «Мән билән хошал болуңлар: йоқалған қоюмни тепивалғинимға интайин хошалмән!» дәйду.
Luke UyCyr 15:7  Мана шуниңға охшаш, товва қилған бир гунакар үчүн болидиған асмандики хурсәнлик, товва қилиши һаҗәтсиз болған тохсән тоққуз адил киши үчүн болидиған асмандики хурсәнликтин чоң болиду.
Luke UyCyr 15:8  — Шуниңға охшаш, әгәр бир аялниң он данә қиммәтлик күмүч тәңгиси болуп, униңдин бирини йоқитип қойса, қандақ қилиду? У җәзмән чирақни яндуруп, өйни сүпүрүп таки тәңгә тепилғичә һәммә йәрни зәң қоюп ахтуруп чиқиду.
Luke UyCyr 15:9  Мабада тепивалса, холум-хошна, яр-бурадәрлирини чақирип, уларға: «Мән билән хошал болуңлар: йоқитип қойған тәңгәмни тепивалғинимға интайин хошалмән!» дәйду.
Luke UyCyr 15:10  Мана шуниңға охшаш, Худаниң периштәлириму һәр бир гунакарниң товва қилғини үчүн интайин хошал болиду.
Luke UyCyr 15:11  Һәзрити Әйса сөзини давамлаштуруп мундақ деди: — Бир адәмниң икки оғли бар екән.
Luke UyCyr 15:12  Кичик оғли атисиға: «Ата, маңа тегишлик мирасларни һазирла бәргәйсиз», дәпту. Атиси мал-мүлүклирини икки оғлиға бөлүп берипту.
Luke UyCyr 15:13  Бир нәччә күндин кейин кичик оғли өзигә тәккән мал-мүлүкләрни жиғиштуруп, жирақ бир дөләткә берип, у йәрдә мал-дуниясини халиғиничә бузуп-чечип, әйш-ишрәтлик турмуш кәчүрүпту.
Luke UyCyr 15:14  Униң пули түгәп бешиға күн чүшкән­дә, дәл у йәрдиму еғир ачарчилиқ йүз берипту.
Luke UyCyr 15:15  Шуңа у қосақ беқиш үчүн шу йәрлик бир кишигә беқинда болушқа мәҗбур бопту. У киши уни өз йеридә чошқа бақтурупту.
Luke UyCyr 15:16  У чошқиға берилидиған почақ шакили билән қосиғини тойдурмақчи бопту, лекин униму һеч ким бәрмәпту.
Luke UyCyr 15:17  Кейин у әқлигә келип: «Атамниң ишчилириниң һәммисиниң йемәк-ичмиги ешип-тешип турупту. Мән болсам, бу йәрдә ачлиқтин өләмдимән?
Luke UyCyr 15:18  Орнумдин туруп, атамниң алдиға берип: «Ата, мән Худаниң алдидиму, сизниң алдиңиздиму гунакармән.
Luke UyCyr 15:19  Әнди сизниң оғлуңиз болушқа лайиқ әмәсмән. Мени ишчилиққа қобул қилғайсиз!» дәймән», дәп ойлапту.
Luke UyCyr 15:20  Шуниң билән у атисиниң алдиға қайтип берипту. Атиси оғлини жирақтин көрүп, униңға ичи ағрип, алдиға жүгрәп чиқип, уни чиң қучақлап сөйүп кетипту.
Luke UyCyr 15:21  Оғли: «Ата, мән Худаниң алдидиму, сизниң алдиңиздиму гунакармән. Әнди сизниң оғлуңиз болушқа лайиқ әмәсмән», дәпту.
Luke UyCyr 15:22  Бирақ атиси чакарлириға: «Дәрһал әң есил тонни әкелип униңға кийдүрүңлар, қолиға үзүк селиңлар, путлириға аяқ кийдүрүңлар.
Luke UyCyr 15:23  Андин раса бодалған топақни әкелип союңлар. Уни зияпәт қилип күтүвалайли!
Luke UyCyr 15:24  Чүнки оғлум өлүп тирилди, йоқилип тепилди!» дәпту. Буниң билән һәммиси хошал-хорам йәп-ичишип, көңүл ечишипту.
Luke UyCyr 15:25  Бу чағда чоң оғли етизға кәткән екән. У қайтип келиветип өйгә йеқин кәлгәндә, нәғмә-нава авазини аңлапту.
Luke UyCyr 15:26  У чакарлардин бирини чақирип, униңдин немә иш болғанлиғини сорапту.
Luke UyCyr 15:27  Чакар: «Иниңиз қайтип кәлди, дадиңиз униң теч-аман қайтип кәлгәнлигини көрүп, бодалған топақни сойди», дәпту.
Luke UyCyr 15:28  Бирақ чоң оғли интайин хапа болуп, өйгә киришни халимапту. Атиси чиқип уни өйгә киришкә өтүнүпту.
Luke UyCyr 15:29  Лекин у атисиға: «Қараң сизни, мән сизгә шунчә жил қулдәк ишләп кәлдим, буйруқлириңизға хилаплиқ қилмидим, сиз маңа немә бәрдиңиз? Әл-ағинилирим билән бирәр қетим ойнап-күлүшкә бирәр оғлақму союп бәргиниңиз йоққу!
Luke UyCyr 15:30  Лекин мал-мүлүкли­риңизни паһишигә бузуп-чечип түгитип қайтип кәлгән у оғлуңизға бодалған топақни союпсиз», дәпту.
Luke UyCyr 15:31  «Әй оғлум, сән дайим мениң йенимда. Мениң барлиғим сениңки.
Luke UyCyr 15:32  Лекин сениң иниң өлүп тирилди, йоқилип тепилди. Уни зияпәт қилип күтүвелишимизға тегишлик», дәпту атиси униңға.
Chapter 16
Luke UyCyr 16:1  Һәзрити Әйса шагиртлириға мундақ деди: — Бир байниң бир ғоҗидари бар екән. Бирси байға: «Бу ғоҗидариңиз мал-мүлкиңизни бузуп чачти», дәп шикайәт қипту.
Luke UyCyr 16:2  Бай ғоҗидарни чақирип, униңға: «Мениң аңлиғанлирим қандақ гәп? Әнди хизмәттин бошитилисән, һесап-китапни тапшур», дәпту.
Luke UyCyr 16:3  Һелиқи ғоҗидар ичидә: «Ғоҗайиним мени хизмәттин бошитивәтсә, буниңдин кейин қандақ қилармән? Етизда ишләшкә күчүм йоқ, тиләмчилик қилай десәм, номус қилимән...
Luke UyCyr 16:4  Һә, раст, ишсиз қалған вақтимда кишиләрниң мени өйлиридә турғузуши үчүн қандақ қилиш керәклигини билимән!» дәп ойлапту.
Luke UyCyr 16:5  Шуниң билән у ғоҗайиниға қәриздарларни бир-бирләп чақирип келип, биринчисидин: «Ғоҗайинимға қанчилик қәриз болдуң?» дәп сорапту.
Luke UyCyr 16:6  «Йүз туң зәйтун йеғи», дәп җавап берипту у. Ғоҗидар: «Мана бу сениң һесап дәптириң, дәрһал олтирип әлликкә өзгәртивәт!» дәпту.
Luke UyCyr 16:7  У йәнә биридин: «Сәнчу, қанчилик қәриз болдуң?» дәп сорапту. «Миң тағар буғдай», дәп җавап берипту у. Ғоҗидар униңға: «Мана бу сениң һесап дәптириң. Сәккиз йүзгә өзгәртивәт!» дәпту.
Luke UyCyr 16:8  Бай бу ишни билгәндин кейин, бу сәмимийәтсиз ғоҗидариниң зерәклигигә қайил бопту. Чүнки у өз кәлгүсини ойлап тәйярлиқ қилған екән. Дәрвәқә, бу дунияниң имансиз адәмлири өз мәнпийи­тигә кәлгәндә, Худаниң йоруқлуғида яшайдиған адәмләрдин зерәк.
Luke UyCyr 16:9  Шуңа өз байлиғиңлар билән ярдәмгә муһтаҗ болғанларға ярдәм берип, уларни дост тутуңлар. Ундақ қилсаңлар, байлиқ түгигәндә, бақий дунияда күтүвелинисиләр.
Luke UyCyr 16:10  Кичик ишларда ишәнчлик болған киши, чоң ишлардиму ишәнч­лик болиду. Кичик ишларда ишәнчсиз болған киши, чоң ишлардиму ишәнчсиз болиду.
Luke UyCyr 16:11  Әгәр силәр бу дуниядики байлиқларни бир тәрәп қилишта сәмимийәтсиз болсаңлар, Худа қандақму җәннәттики һәқи­қий байлиқни силәргә ата қилсун?
Luke UyCyr 16:12  Әгәр силәр башқиларниң нәрсилиригә садиқ болмисаңлар, өз несивиңларни силәргә ким бәрсун?!
Luke UyCyr 16:13  Икки ғоҗайинға хизмәт қилалайдиған һеч қандақ чакар йоқ. У яки буни яман көрүп, уни яхши көриду, яки буниңға етивар берип, униңға сәл қарайду. Шуниңға охшаш, силәрниң бирла вақитта һәм Худаниң вә мал-дунияниң қули болушуңлар мүмкин әмәс.
Luke UyCyr 16:14  Бу сөзләрни аңлиған пулға амрақ пәрисийләр һәзрити Әйсани мәсқирә қилишти.
Luke UyCyr 16:15  Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Силәр кишиләрниң алдида өзәңларни алийҗанап қилип көрсити­силәр. Лекин Худа көңүллириңларни яхши билиду. Инсанларниң қәдирләйдиғини Худаниң нәзәридә жиркиничликтур.
Luke UyCyr 16:16  Йәһия пәйғәмбәрниң заманиғичә, Тәврат вә пәйғәмбәрләрниң тәлиматлири силәргә йетәкчи еди. Бирақ Йәһия кәлгәндин бери Худаниң Падишалиғи тоғрисидики Хуш Хәвәр тарқалмақта вә нурғун адәм тиришип-тирмишип Униңға кирмәктә.
Luke UyCyr 16:17  Һалбуки, бу Тәврат қануни инавәтсиз дегәнлик әмәс. Әксичә асман-зимин йоқалсиму, Тәврат қануниниң бир чекитиму бекар қилинмайду, — деди.
Luke UyCyr 16:18  Һәзрити Әйса йәнә: — Аялини талақ қилип, башқа бирини әмригә алған киши нека садиқлиғини бузған болиду. Талақ қилинған аялни әмригә елишму нека садиқлиғини бузғанлиқ болиду, — деди.
Luke UyCyr 16:19  Һәзрити Әйса мундақ деди: — Бурунларда дайим һашамәтлик кийимләрни кийип, әйш-ишрәтлик турмуш кәчүридиған бир бай өткән екән.
Luke UyCyr 16:20  Йәнә пүтүн әзайини җараһәт бесип кәткән Лазар исимлиқ бир тиләмчиму бар екән. Кишиләр уни байниң дәстихинидин ашқан нәрсиләрни терип йәп җан бақсун дәп, һемишәм уни байниң ишик алдиға әкелип қойидикән. У йәрдә ятқинида һәтта иштлар келип униң ярилирини ялайдикән.
Luke UyCyr 16:21  Йәнә пүтүн әзайини җараһәт бесип кәткән Лазар исимлиқ бир тиләмчиму бар екән. Кишиләр уни байниң дәстихинидин ашқан нәрсиләрни терип йәп җан бақсун дәп, һемишәм уни байниң ишик алдиға әкелип қойидикән. У йәрдә ятқинида һәтта иштлар келип униң ярилирини ялайдикән.
Luke UyCyr 16:22  Кейин бу тиләмчи өлүп кетипту. Периштәләр уни җәннәткә елип кирип әҗдадимиз Ибраһимниң йениға апирипту. Униңдин кейин байму өлүп, йәрликкә қоюлупту.
Luke UyCyr 16:23  У йәр астида қаттиқ азап чекипту. У бешини көтирип, жирақ бир җайда әҗдадимиз Ибраһимни вә униң йенидики Лазарни көрүп:
Luke UyCyr 16:24  «Әй бовам Ибраһим, маңа рәһим қилғайсән! Лазарни әвәткәйсән. У бармиғиниң учи билән су темитип, тилимни нәмдәп қойғай, чүнки мән бу от ялқуниниң ичидә интайин азаплиниватимән!» дәп вақирапту.
Luke UyCyr 16:25  «Әй оғлум», дәпту әҗдадимиз Ибраһим, «Һаят вақтиңда һалавәтни йәткичә көрдүңғу! Лазар болса, һәммә җапани тартти. Әнди у бу йәрдә раһәт көрүватиду, сән болсаң азаплиниватисән.
Luke UyCyr 16:26  Униң үстигә, иккимизниң арисини теги йоқ һаң айрип туриду. Шуңа бу йәрдин сән турған йәргә беришму мүмкин әмәс. У йәрдин бу йәргә келишму мүмкин әмәс».
Luke UyCyr 16:27  Бай мундақ дәпту: «Әй бова, ундақ болса, Лазарни атамниң өйигә әвәтишиңизни өтүнимән.
Luke UyCyr 16:28  У йәрдә мениң бәш қериндишим бар. Уларниң бу азап-оқубәтлик йәргә кәлмәслиги үчүн, уларни агаһландуруп қойсун».
Luke UyCyr 16:29  «Қериндашлириңға Муса вә башқа пәйғәмбәрләрниң агаһландуруш­лири бар. Улар шуни аңлисун», дәпту әҗдадимиз Ибраһим.
Luke UyCyr 16:30  «Әй бовам Ибраһим», дәпту бай, «Бу купайә қилмайду, улар бәк тәрса. Әгәр өлгән бирәр адәм тирилип уларниң алдиға барса, улар товва қилип тоғра йолға маңатти».
Luke UyCyr 16:31  Лекин әҗдадимиз Ибраһим униңға: «Улар Муса вә башқа пәйғәмбәрләрниң сөзини аңлимиса, өлгән адәм тирилсиму, ишәнмәйду», дәпту.
Chapter 17
Luke UyCyr 17:1  Һәзрити Әйса шагиртлириға мундақ деди: — Кишиләрни гуна қилдуридиған сәвәпләрниң болуши муқәррәр. Лекин бу сәвәпләрни пәйда қилғанларниң һалиға вай!
Luke UyCyr 17:2  Бундақ адәмниң бойниға йоған түгмән теши есилған һалда деңизға ташлаветилгини әвзәл. Чүнки бу җаза Маңа йеңидин ишәнгәнләрниң бирини аздурған кишигә берилидиған җазадин яхширақ.
Luke UyCyr 17:3  Шуңа силәрму немә қиливатқиниңларға пәхәс болуңлар! Бирақ қериндишиңлар гуна қилған болса, несиһәт қилиңлар. У товва қилса, уни кәчүрүм қилиңлар.
Luke UyCyr 17:4  Мабада у бир күн ичидә силәргә йәттә қетим гуна қилип, һәр қетим келип товва қилса, гуналириниң һәммисини кәчүрүм қилиңлар.
Luke UyCyr 17:5  Он икки шагирти һәзрити Әйсаға: — Ишәнчимизни күчәйткәйсиз, — дейишти.
Luke UyCyr 17:6  Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Силәрдә қича уруғидәк чоңлуқта болсиму ишәнч болсиди, әву үҗмә дәриғигә: «Йилтизиңдин қомурулуп деңизға көч!» десәңлар, у силәргә бойсунуп, деңизға көчкән болатти.
Luke UyCyr 17:7  — Әгәр мәлум бириңларниң териқчилиқ қилидиған яки қой бақидиған қулуңлар болуп, у даладин қайтип кәлгәндә: «Тезирәк келип тамиғиңни йәвал», дәйсиләрму?
Luke UyCyr 17:8  Яқ! Бәлки униңға: «Пәртуқни тарт, авал кәчлик тамақ тәйярлап, мени ғизаландурғин, андин берип тамиғиңни йә», дәйсиләр.
Luke UyCyr 17:9  Қулуңлар буйруғуңларни бәҗа кәлтүрсә, униңға рәхмәт ейтамсиләр? Чоқум ейтмайсиләр.
Luke UyCyr 17:10  Силәрму шуниңға охшаш, Худа буйруған һәр қандақ бир ишни орунлиғиниңларда: «Биз әрзимәс қуллириң, пәқәт өз вәзипимизнила орунлидуқ», дәңлар.
Luke UyCyr 17:11  Һәзрити Әйса Йерусалимға бериш сәпиридә Самарийә билән Җәлилийә өлкилири чегарилинидиған районлардин өтүп кетиветип,
Luke UyCyr 17:12  бир йезиға киргинидә, Униң алдиға мохо кесилигә гириптар болған он адәм кәлди. Улар напак болғачқа, йеқин кәлмәй жирақта тохтап:
Luke UyCyr 17:13  — Әй Устазимиз Әйса, бизгә рәһим қилғайсиз! — дәп вақириди.
Luke UyCyr 17:14  Һәзрити Әйса уларни көрүп: — Роһанийларға берип көрүнүңлар. Силәрниң әнди пакланғанли­ғиңларни тәкшүрсун, — деди. Улар йолда кетиватқанда моходин сақайди.
Luke UyCyr 17:15  Уларниң ичидә бири өзиниң сақийип кәткәнлигини көрүп, дәрһал жуқури аваз билән Худаға мәдһийә ейтип, кәйнигә қайтти
Luke UyCyr 17:16  вә һәзрити Әйсаниң айиғиға жиқилип тәшәккүр ейтти. Бу адәм йәһудийлар яман көридиған самарийәликләрдин еди.
Luke UyCyr 17:17  Һәзрити Әйса буни көрүп турғанларға: — Сақайғанлар он адәм әмәсмиди? Қалған тоққузи қени?
Luke UyCyr 17:18  Йәһудий әмәс бу самарийәликтин башқа, Худаға шүкүр ейтидиған киши йоқму?! — деди.
Luke UyCyr 17:19  Андин һәзрити Әйса һелиқи адәмгә: — Орнуңдин тур, маңғин. Маңа ишәнгәнлигиң үчүн Худа сени сақайтти, — деди.
Luke UyCyr 17:20  Бәзи пәрисийләр һәзрити Әйсадин Худаниң Падишалиғиниң қачан намайән болидиғанлиғини сориди. Һәзрити Әйса уларға мундақ җавап бәрди: — Худаниң Падишалиғиниң намайән болуши көз билән көргили болидиған иш әмәс.
Luke UyCyr 17:21  «Қараңлар, у мана бу йәрдә!» яки «У йәрдә!» дәп һеч ким дәләлмәйду. Чүнки Худаниң Падишалиғи дилиңлардидур.
Luke UyCyr 17:22  Кейин шагиртлириға йәнә мундақ деди: — Шундақ күнләр келидуки, силәр Мениң, йәни Инсан Оғлиниң қайтип келип, һөкүм сүридиған күнлириниң бирәрсини көрүшкә тәшна болисиләр, амма көрәлмәйсиләр.
Luke UyCyr 17:23  Бәзиләр силәргә: «Қараңлар, Қутқазғучи у йәрдә!» яки «Қараңлар, У бу йәрдә!» десә, чиқип қаримаңлар вә уларниң кәйнидин жүгримәңлар.
Luke UyCyr 17:24  Чүнки чақмақ чеқип, асманни бу четидин у четигичә қандақ йорутқан болса, Инсан Оғлиниң йетип келидиған күниму шундақ болиду.
Luke UyCyr 17:25  Лекин У авал нурғун азап-оқубәтләрни тартиши вә бу әвлат йәһудийлар тәрипидин рәт қилиниши керәк.
Luke UyCyr 17:26  Нуһ пәйғәмбәрниң заманида қандақ болған болса, Инсан Оғли­ниң келидиған заманидиму шундақ болиду.
Luke UyCyr 17:27  У заманниң кишилири Нуһ пәйғәмбәр кемигә олтарған күнгичә, адәттикичә йәп-ичип, өйлүк-очақлиқ болуп кәлгән еди. Туюқсизла топан келип, кемигә чүшмигән­ләрниң һәммисини һалак қилди.
Luke UyCyr 17:28  Йәнә шуниңдәк, әҗдадимиз Ибраһим­ниң җийәни Лутниң заманидиму кишиләр адәт­тикичә йәп-ичип, сода-сетиқ қилип, териқчилиқ қилатти вә өйләрни ясатти.
Luke UyCyr 17:29  Лекин Лут Содом шәһиридин айрилған күни, асман­дин от билән гуңгут йеғип, Содом шәһиридикиләрниң һәмми­сини көйдүрүп һалак қилди.
Luke UyCyr 17:30  Инсан Оғлиниң қайтип келидиған күниму әйнә шундақ болиду!
Luke UyCyr 17:31  У күни өгүздикиләр өйидики нәрсә-керәклирини алмай қачсун. Етизларда ишләватқанларму мал-мүлүклирини еливелиш үчүн өйигә қайтмай қечип кәтсун.
Luke UyCyr 17:32  Лутниң аялиниң мал-мүлкигә көзи қиймай кәйнигә қарап, таш тузға айлинип қалғанлиғи есиңларда болсун!
Luke UyCyr 17:33  Чүнки өзи үчүнла яшайдиғанлар әксичә һаятидин мәһрум болиду. Бирақ өз хаһишидин ваз кечип, Мениң үчүн яшайдиғанлар һаятини сақлалайду.
Luke UyCyr 17:34  Билип қоюңларки, Мән қайтип келидиған кечә бир орунда ятқан икки кишиниң бири қалдурулуп, йәнә бири асманға елип кетилиду.
Luke UyCyr 17:35  Түгмән теши билән ун тартиватқан икки аялниң бири қалдурулуп, йәнә бири асманға елип кетилиду.
Luke UyCyr 17:36  Етиздики икки кишидин бири елип кетилип, йәнә бири қалдурулиду.
Luke UyCyr 17:37  — Әй Рәббимиз, бу вақиәләр қәйәрдә йүз бериду? — дәп сориди шагиртлар. — Җәсәт қәйәрдә болса, қузғунлар шу йәргә топлиниду, — дәп җавап бәрди һәзрити Әйса.
Chapter 18
Luke UyCyr 18:1  Һәзрити Әйса шагиртлириға бошашмастин, һемишәм дуа қилип туруш керәклиги тоғрисида йәнә бир тәмсил сөзләп бәрди:
Luke UyCyr 18:2  — Мәлум шәһәрдә бир қази бар екән. У Худадинму қорқмай­дикән, адәмләрниму һөрмәт қилмайдикән.
Luke UyCyr 18:3  Шу шәһәрдики бир тул аял һемишәм униң алдиға берип: «Бирси маңа азап салди, сиз адил һөкүм чиқирип, маңа атидарчилиқ қилсиңиз», дәп тәләп қипту.
Luke UyCyr 18:4  Лекин қази бу ишни бәк кәйнигә сөрәветипту, бирақ кейин ичидә: «Мән Худадин қорқмаймән, адәмләрниму һөрмәт қилмаймән,
Luke UyCyr 18:5  лекин бу тул аял дайим ишигим алдидин кәтмәй мени зериктүрүвәтти. Униңдин қутулуш үчүн һал-дәрдини аңлап, дәрдигә йәткиним түзүк охшайду», дәп ойлапту.
Luke UyCyr 18:6  Рәббимиз Әйса тәмсилни чүшәндүрүп мундақ деди: — Бу адаләтсиз қазиниң сөзлиридин савақ елиңлар.
Luke UyCyr 18:7  Бир адаләтсиз қази шундақ қилған йәрдә, Худа Өзидин кечә-күндүз ярдәм тилигән бәндилириниң дәрдигә йәтмәсму? Уларға қилидиған шапаитини кечиктүрәрму?
Luke UyCyr 18:8  Яқ! Әксичә Худа җәзмән тездин уларниң һалиға йетиду. Дәрвәқә, Инсан Оғли асмандин қайтип кәлгәндә, йәр йүзидин Өзигә ишинидиғанларни тапаларму?
Luke UyCyr 18:9  Һәзрити Әйса өзлирини адаләтчи дәвелип, башқиларни көзигә илмайдиған кишиләргә қаритип, йәнә бир тәмсил ейтти:
Luke UyCyr 18:10  — Икки киши дуа қилиш үчүн мәркизий ибадәтханиға берипту. Уларниң бири пәрисий, йәнә бири баҗгир екән.
Luke UyCyr 18:11  Пәрисий хәлиқниң алдида өрә туруп мәғруранә һалда: «Әй Худа! Мениң башқилардәк алдамчи, гунакар, нека садиқлиғини бузғучилардин болуп қалмиғи­нимға, болупму бу баҗгирға охшимиғинимға шүкүр.
Luke UyCyr 18:12  Мән һәр һәптидә икки күн роза тутимән вә пүтүн иш һәққимниң ондин бир үлүшини Худа йолида сәдиқә қилимән», дәп дуа қипту.
Luke UyCyr 18:13  Бирақ һелиқи баҗгир башқилардин нери һалда ибадәтханиниң бир булуңида туруп, бешини көтирип асманға қарашқиму җүръәт қилалмай, мәйүсләнгән һалда мәйдисигә уруп: «Әй Худайим, мән гуна­кар. Маңа рәһим қилғайсән», дәпту.
Luke UyCyr 18:14  Аңлап қоюңларки, Худаниң нәзәридә бу иккисидин һелиқи пәрисий әмәс, бәлки баҗгир кәчүрүмгә еришип өйгә қайтипту, чүнки Худа өзини үстүн тутқанни төвән қилиду, өзини төвән тутқанни үстүн қилиду.
Luke UyCyr 18:15  Қолини тәккүзүп бәхит тилисун дәп, кишиләр кичик балили­рини һәзрити Әйсаниң алдиға елип кәлди. Буни көргән шагиртлар уларни әйиплиди.
Luke UyCyr 18:16  Лекин һәзрити Әйса балиларни чақирип: — Балилар алдимға кәлсун, уларни тосимаңлар. Чүнки Худаниң Падишалиғиға киридиғанлар мошуларға охшашлардур.
Luke UyCyr 18:17  Билип қоюңларки, кимду-ким Худаниң Падишалиғини сәби балилардәк қобул қилмиса, Униңға һәргиз кирәлмәйду, — деди.
Luke UyCyr 18:18  Йәһудийларниң башлиқлиридин болған бир бай һәзрити Әйсадин: — Яхши Устаз, мән қандақ қилсам мәңгүлүк һаятқа еришимән? — дәп сориди.
Luke UyCyr 18:19  — Мени немишкә яхши дәйсиз? — деди һәзрити Әйса, — ялғуз бир Худадин башқа яхши йоқ.
Luke UyCyr 18:20  Сиз Тәвратта буйрулған: «Нека садиқлиғини бузма, қатиллиқ қилма, оғрилиқ қилма, ялған гувалиқ бәрмә, ата-анаңни һөрмәт қил», дегән пәризләрни ада қилиң.
Luke UyCyr 18:21  — Буларға кичигимдин тартип әмәл қилип келиватимән, — дәп җавап бәрди һелиқи киши.
Luke UyCyr 18:22  Бу гәпни аңлиған һәзрити Әйса униңға йәнә мундақ деди: — Сиздә қилишқа тегишлик йәнә бир иш кам. Пүтүн мал-мүлкиңизни сетип, пулини кәмбәғәлләргә бериң. Шундақ қилсиңиз асманда ғәзниңиз болиду. Андин келип Маңа әгишиң.
Luke UyCyr 18:23  Һелиқи киши бу гәпни аңлап көңли интайин беарам болди, чүнки у наһайити бай еди.
Luke UyCyr 18:24  Бу һални көргән һәзрити Әйса: — Мал-дунияси көпләрниң Худаниң Падишалиғиға кириши немә дегән тәс һә!
Luke UyCyr 18:25  Уларниң Худаниң Падишалиғиға кириши төгиниң жиңнә төшүгидин өтүшидинму тәс екән! — деди.
Luke UyCyr 18:26  Буни аңлиғанлар: — Ундақта, ким қутқузушқа еришәләйду? — дейишти.
Luke UyCyr 18:27  — Инсанлар қадир болмиғанға Худа қадирдур, — деди һәзрити Әйса.
Luke UyCyr 18:28  Бу чағда Петрус: — Мана биз барлиғимизни ташлап Сизгә әгәштуқ. Сизчә биз қут­қузуламдуқ? — деди.
Luke UyCyr 18:29  — Билип қоюңларки, Худаниң Падишалиғини дәп, өйи, аяли, ака-укилири, ата-аниси яки пәрзәнтлиридин
Luke UyCyr 18:30  ваз кәчкәнләрниң һәммиси һәм бу дунияда һәссиләп көп байлиққа, һәм у дунияда мәңгүлүк һаятқа еришиду, — деди һәзрити Әйса җавап берип.
Luke UyCyr 18:31  Һәзрити Әйса он икки шагиртини бир янға тартип уларға: — Мана биз һазир Йерусалимға кетиватимиз. Пәйғәмбәрләрниң Инсан Оғли тоғрилиқ язғанлириниң һәммиси шу йәрдә әмәлгә ашурулиду.
Luke UyCyr 18:32  У римлиқларниң қолиға тапшурулиду. Улар Уни мәсқирә қилип, һақарәтләйду, йүзигә түкүриду
Luke UyCyr 18:33  вә Уни қамчилайду, өлтү­риду. Лекин У үчинчи күни қайта тирилиду, — деди.
Luke UyCyr 18:34  Бирақ шагиртлири һәзрити Әйсаниң сөзлиридин һеч немә чүши­нәлмиди. Чүнки бу сөзләрниң мәнаси қәстән йошурулған болуп, улар һәзрити Әйсаниң немә демәкчи болғинини биләлмиди.
Luke UyCyr 18:35  Һәзрити Әйса Ериха шәһиригә йеқин кәлгәндә, бир қарғу йол­ниң четидә олтирип тиләмчилик қиливататти.
Luke UyCyr 18:36  У бу йәрдин өтүп кетиватқан көпчиликниң авазини аңлап, немә вақиә болғанлиғини сүрүштүрди.
Luke UyCyr 18:37  Бири униңға: — Насирәлик Әйса бу йәрдин өтүп кетиватиду, — дәп уқтурди.
Luke UyCyr 18:38  — Әй падиша Давутниң Әвлади Әйса, маңа рәһим қилғайсиз! — дәп вақирап кәтти у.
Luke UyCyr 18:39  Һәзрити Әйсаниң алдида келиватқан кишиләр тиләмчини әйипләп, униң үн чиқармаслиғини ейтти. Лекин у: — Әй падиша Давутниң Әвлади, маңа рәһим қилғайсиз! — дәп техи­му қаттиқ вақириди.
Luke UyCyr 18:40  Һәзрити Әйса қәдимини тохтитип, қарғуни алдиға әкелишни буйриди. Қарғу йеқин кәлгәндә, һәзрити Әйса униңдин:
Luke UyCyr 18:41  — Мәндин немә тәләп қилисән? — дәп сориди. — Әй Рәббим, көзүмниң ечилишини тәләп қилимән! — деди қарғу.
Luke UyCyr 18:42  — Көзлириң ечилди! Маңа бағлиған ишәнчиң сени сақайтти, — деди һәзрити Әйса униңға.
Luke UyCyr 18:43  Қарғуниң көзи шу ан ечилип, һәзрити Әйсаға әгишип, йол бойи Худаға шүкүр ейтип маңди. Бу ишни көргән халайиқму Худани мәдһийиләп маңди.
Chapter 19
Luke UyCyr 19:1  Һәзрити Әйса Ериха шәһиригә кирип өтүп кәтмәкчи болди.
Luke UyCyr 19:2  У йәрдә Закай исимлиқ бир баҗгирлар башлиғи болуп, у наһайити бай еди.
Luke UyCyr 19:3  У һәзрити Әйсаниң қандақ Адәм екәнлигини көрүшни арзу қилатти, лекин бойи пака болғачқа, кишиләр топи ичидин Уни көрәлмиди.
Luke UyCyr 19:4  Шуңа у жүгрәп, халайиқниң алдиға өтүп, бир түп үҗмә дәриғигә чиқивалди. Чүнки һәзрити Әйса бу йолдин өтәтти.
Luke UyCyr 19:5  Һәзрити Әйса у йәргә кәлгәндә, бешини көтирип Закайға қарап: — Закай, чапсан чүш! Бүгүн Мән чоқум сениң өйүңдә қонимән, — деди.
Luke UyCyr 19:6  Закай дәрһал чүшүп, интайин хошал болған һалда һәзрити Әйса­ни өйигә апирип меһман қилди.
Luke UyCyr 19:7  Буни көргән җамаәт: — Бу Адәм гунакарниң өйидә меһман болди! — дәп ғотулдишип кәтти.
Luke UyCyr 19:8  Закай орнидин туруп Рәббимиз Әйсаға: — Я Рәббим, мән мал-мүлкүмниң йеримини кәмбәғәлләргә бөлүп беримән. Әгәр мән бирәр кишини алдап һәққини алған болсам, униңға төрт һәссә қатлап қайтуримән, — деди.
Luke UyCyr 19:9  — Бүгүн бу адәм қутқузулди. Чүнки у ишәнч билән өзиниң Ибраһимниң пәрзәнди екәнлигини көрсәтти.
Luke UyCyr 19:10  Инсан Оғли униңға охшаш азған адәмләрни издәп қутқузғили кәлди, — деди һәзрити Әйса.
Luke UyCyr 19:11  У чағда һәзрити Әйса пайтәхт Йерусалимға йетип келишкә азла қалғанлиғи үчүн, җамаәт хата һалда Униң Худаниң Падишалиғини тиклишигә аз қалди, дәп қаратти.
Luke UyCyr 19:12  Бирақ һәзрити Әйса уларға мун­дақ бир тәмсилни ейтип бәрди: — Бир ақсүйәк падишалиқ тәхтигә егә болуп келиш үчүн жирақ бир йәргә қарап йолға чиқипту.
Luke UyCyr 19:13  Йолға чиқиштин илгири он чакирини алдиға чақирип, һәр биригә бирдин тилла берип: «Мән қайтип кәлгичә, буниң билән тиҗарәт қилиңлар, қени, қанчилик пул тапидикәнсиләр», дәпту.
Luke UyCyr 19:14  Бирақ жути­дикиләр бу ақсүйәккә өч болғачқа, кәйнидин адәм әвәтип: «Бу адәмниң бизгә падиша болушини халимаймиз», дәпту.
Luke UyCyr 19:15  Ақсүйәк падиша болуп қайтип кәлгәндин кейин, дәрһал һелиқи чакарлирини чақирип, һәр қайсисиниң оқәт қилип қанчилик пул тапқанлиғини билмәкчи болупту.
Luke UyCyr 19:16  Башта кәлгини: «Ғоҗайин, мән сиз бәргән тиллани ишлитип он тилла таптим», дәпту.
Luke UyCyr 19:17  «Наһайити яхши! Сән яхши чакар екәнсән. Мән саңа һавалә қилған кичиккинә ишта ишәнчлик болуп чиққанлиғиң үчүн, мән сени он шәһәрни башқурушқа тайинлаймән», дәпту ғоҗайин.
Luke UyCyr 19:18  Иккинчи чакар келип: «Ғоҗайин, мән сиз бәргән тиллани ишлитип бәш тилла таптим», дәпту.
Luke UyCyr 19:19  «Сәнму бәш шәһәрни башқурисән», дәпту ғоҗайин.
Luke UyCyr 19:20  Бирақ үчинчи чакар келип: «Ғоҗайин, бәргән тиллайиңиз мана турупту. Мән уни қол яғлиғимға йөгәп өйдә сақлидим.
Luke UyCyr 19:21  Мән сиздин қорқимән, чүнки сиз қаттиқ адәм, башқиларға аманәт қойсиңиз, униң көпийишини, өзиңиз теримисиңизму, униң һосулини күтисиз», дәпту.
Luke UyCyr 19:22  «Әй яман чакар, сени ағзиңдин чиққан сөзлириң бойичә җазалаймән. Сән мениң теримай туруп жиғивалидиған, өзәмниң болмиғанни еливалидиған қаттиқ адәм екәнлигимни билип туруп,
Luke UyCyr 19:23  йәнә немә үчүн пулумни ғәзничиләргә аманәт қоймидиң? Мән қайтип кәлгәндә өсүми билән алмасмидим?» дәпту ғоҗайин.
Luke UyCyr 19:24  Кейин у йенидикиләргә: «Униң­дики тиллани елип, он тилла тапқан чакарға бериңлар!» дәп буйруқ қипту.
Luke UyCyr 19:25  «Ғоҗайин, униң он тилласи турса!» дейишипту улар.
Luke UyCyr 19:26  «Шундақ», дәпту ғоҗайин, «Берилгәнни толуқ ишләткәнләргә техиму көп берили­дудә, буниң билән улардики техиму көпийиду. Лекин берилгәнни ишләтмигәнләргә кәлсәк, уларниң бариму елип кетилиду.
Luke UyCyr 19:27  Мениң падиша болушумни халимиған дүшмәнлиримгә кәлсәк, уларни алдимға елип келип, каллисини елиңлар!»
Luke UyCyr 19:28  Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин, топниң алдида меңип, Йерусалимға қарап жүрүп кәтти.
Luke UyCyr 19:29  Зәйтун теғиниң етигидики Бәйтпаҗи вә Бәйтания дегән йезиларға йетип келәй дегәндә, икки шагиртини
Luke UyCyr 19:30  мундақ дәп алдин-ала әвәтти: — Силәр алдимиздики йезиға бериңлар. Йезиға киргиниңларда, техи минилип бақмиған бир тәхәйниң бағлақлиқ турғанлиғини көрисиләр. Уни йешип, бу йәргә йетиләп келиңлар.
Luke UyCyr 19:31  Әгәр бири силәрдин: «Тәхәйни немишкә йешисиләр?» дәп сорап қалса, «Рәббимизниң униңға еһтияҗи чүшти», дәңлар.
Luke UyCyr 19:32  Улар берип қариса, дәл һәзрити Әйсаниң ейтқинидәк болуп чиқти.
Luke UyCyr 19:33  Улар тәхәйни йешиватқанда, егилири: — Тәхәйни немишкә йешисиләр? — дәп сориди.
Luke UyCyr 19:34  — Рәббимизниң униңға еһтияҗи чүшти, — дәп җавап бәрди улар.
Luke UyCyr 19:35  Егилири мақул болғандин кейин, шагиртлар тәхәйни һәзрити Әйсаниң алдиға йетиләп келип, өз чапанлирини үстигә селип, һәзрити Әйсани йөләп миндүрди.
Luke UyCyr 19:36  Һәзрити Әйса маңғанда, хәлиқләр чапан­лирини йолға паяндаз қилип салди.
Luke UyCyr 19:37  Һәзрити Әйса Зәйтун теғидин чүшүп Йерусалимға йеқин қалған­да, Униң нурғун шагиртлири өз көзи билән көргән һәммә әҗайип мөҗүзиләр үчүн хурсәнлик билән вақирап, Худаға мәдһийә ейтишқа башлиди:
Luke UyCyr 19:38  «Пәрвәрдигаримизниң намида кәлгән Падишаға мубарәк болсун! Инсан Худа билән яраштурулғуси, әң бүйүктики Худаға шан-шәрәп болсун!»
Luke UyCyr 19:39  Топниң ичидә бәзи пәрисийләр һәзрити Әйсаға: — Устаз, шагиртлириңизниң ундақ гәп қилмай, җим болушини буйруғайсиз! — дейишти.
Luke UyCyr 19:40  — Улар җим турған тәғдирдиму, бу ташлар чеғида Худани мәдһийи­ләп чуқан селишқан болатти, — деди һәзрити Әйса уларға.
Luke UyCyr 19:41  Һәзрити Әйса Йерусалимға йетип кәлгәндә, шәһәрни көрүп, һәс­рәт­тә көз йеши қилип:
Luke UyCyr 19:42  — Әй йерусалимлиқлар! Неминиң силәргә аманлиқ кәлтүриди­ған­лиғини бүгүн билгән болсаңлар! Амма у һазир көзлириңлардин йошурундур.
Luke UyCyr 19:43  Шундақ күнләр келидуки, дүшмәнлириңлар шәһириң­ларниң әтрапиға қорған қуруп, силәрни төрт тәрәптин қоршавелип,
Luke UyCyr 19:44  силәрни вә балилириңларни йәр билән йәксән қилиду, һәтта бир тал һул тешиниму җайида қалдурмайду. Чүнки Худа силәргә шапаәт қилған пурсәтни пәриқ етәлмидиңлар, — деди.
Luke UyCyr 19:45  Һәзрити Әйса мәркизий ибадәтхана һойлилириға кирип, у йәрдә елим-сетим қиливатқанларни һайдап чиқирип,
Luke UyCyr 19:46  уларға: — Муқәддәс Язмиларда Худаниң: «Мениң өйүм дуа-тилавәтхана болсун», дегән сөзи йезилған. Лекин силәр буни булаңчиларниң угисиға айландурувапсиләр! — деди.
Luke UyCyr 19:47  Шу күнләрдә һәзрити Әйса һәр күни мәркизий ибадәтханида тәлим бәрди. Алий роһанийлар, Тәврат устазлири вә ақсақаллар Уни уҗуқтурувәтмәкчи болушти.
Luke UyCyr 19:48  Лекин қандақ қол селишни билмәтти. Чүнки пүтүн хәлиқ һәзрити Әйсаниң тәлимини аңлашқа шунчилик хуш­тар едики, Униң һәр бир еғиз сөзини қалдурмай, көңүл қоюп аңлатти.
Chapter 20
Luke UyCyr 20:1  Бир күни һәзрити Әйса мәркизий ибадәтхана һойлилирида хәлиққә тәлим берип, Хуш Хәвәрни йәткүзүвататти. Алий роһанийлар, Тәврат устазлири вә ақсақаллар Униң алдиға келип:
Luke UyCyr 20:2  — Ейтип бериң, Сиз қиливатқан ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливатисиз? Сизгә бу һоқуқни ким бәргән? — дәп сориди.
Luke UyCyr 20:3  Һәзрити Әйса уларға: — Мән авал силәрдин бир сөзни сорай. Ейтиңларчу,
Luke UyCyr 20:4  Йәһия пәйғәм­бәргә чөмүлдүрүш һоқуқини Худа бәргәнму яки инсанларму? — деди.
Luke UyCyr 20:5  Улар өз ара талишишқа башлап: — Әгәр «Худа бәргән» десәк, У: «Ундақта, силәр немә үчүн Йәһияға ишәнмидиңлар?» дәйду.
Luke UyCyr 20:6  Әгәр: «Инсанлар бәргән» десәк, халайиқ бизни чалма-кесәк қилип өлтүриду. Чүнки уларниң һәммиси Йәһияниң пәйғәмбәр екәнлигигә ишиниду, — дейишти.
Luke UyCyr 20:7  Буниң билән улар: — Йәһияниң һоқуқиниң қәйәрдин кәлгәнлигини билмәймиз, — дәп җавап беришти.
Luke UyCyr 20:8  — Ундақта, Мәнму бу ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливат­қанлиғимни ейтмаймән, — деди һәзрити Әйса уларға.
Luke UyCyr 20:9  Һәзрити Әйса сөзини давамлаштуруп, уларға бу тәмсилни сөзләп бәрди: — Бир киши бир үзүмзарлиқ бәрпа қилип, уни иҗаригә берип, өзи жирақ бир йәргә кетипту, у йәрдә узун вақит турупту.
Luke UyCyr 20:10  Үзүм­ләрни үзидиған мәзгил кәлгәндә, у қуллиридин бирини өзигә тегишлик үлүшини елип келишкә әвәтипту. Лекин иҗарикәшләр һелиқи қулни думбалап, қуруқ қол қайтурупту.
Luke UyCyr 20:11  Ғоҗайин йәнә бир қулини әвәтипту. Иҗарикәшләр униму шундақ уруп, һақарәтләп, йәнә қуруқ қол қайтурупту.
Luke UyCyr 20:12  Үчинчи қетим ғоҗайин йәнә башқа бир қулини әвәтипту. Иҗарикәшләр униму уруп яриландуруп, бағдин һайдап чиқириветипту.
Luke UyCyr 20:13  Ахирида үзүмзарлиқниң ғоҗайини, «Қандақ қилсам болар? Сөйүмлүк оғлумни әвәтсәм, һеч болмиғанда уни һөрмәт қилар», дәп оғлини әвәтипту.
Luke UyCyr 20:14  Лекин иҗарикәшләр ғоҗайинниң оғлини көрүп бир-биригә: «Бу бала ғоҗайинниң мирасхори. Уни өлтүрүветәйли, үзүмзарлиқ бизгә оңчә қалсун!» дейишипту.
Luke UyCyr 20:15  Шуниң билән улар уни үзүмзарлиқниң сиртиға сөрәп елип чиқип өлтүрүветипту. Бундақ әһвалда үзүмзарлиқниң ғоҗайини бу иҗарикәшләрни қандақ қилиду?
Luke UyCyr 20:16  Җәзмән уларни өлтүрүп, үзүмзарлиғини башқиларға иҗаригә бериду. Көпчилик буни аңлап: — Бундақ ишлар һәргиз йүз бәрмисун! — дейишти.
Luke UyCyr 20:17  Бирақ һәзрити Әйса уларға көзлирини тикип мундақ деди: — Зәбурда Қутқазғучи һәққидә: «Қурулушчилар ташлавәткән Таш Қурулушниң һул Теши болуп қалди», дәп ениқ йезилған турса!
Luke UyCyr 20:18  Бу «Ташқа» жиқилған киши парә-парә болуп кетиду. «Таш» кимниң үстигә чүшсә, шуни кукум-талқан қилиду.
Luke UyCyr 20:19  Тәврат устазлири билән алий роһанийлар бу тәмсилниң өзлиригә қаритип ейтилғанлиғини чүшинип йетип, һәзрити Әйсани шу чағдила тутмақчи болди. Лекин улар хәлиқтин қорқушти.
Luke UyCyr 20:20  Шуңа һәзрити Әйсани диққәт билән күзитиш үчүн пайлақчиларни әвәтти. Бу пайлақчилар сәмимий қияпәткә киривелип, һәзрити Әйсадин соалларни сорап, Уни сөзидин тутувелип, римлиқ һакимниң җазали­шиға тапшурмақчи болушти.
Luke UyCyr 20:21  Улар һәзрити Әйсаға мундақ деди: — Устаз, бизгә мәлумки, Сизниң тәлиматлириңизниң һәммиси һәқ, шуниңдәк Сиз үз-хәтир қилмай, һаман Худаниң йолини садиқ­лиқ билән үгитип кәлдиңиз.
Luke UyCyr 20:22  Сизчә Рим императори Қәйсәргә баҗ тапшурушимиз Тәврат қанунимизға хилапму, қандақ?
Luke UyCyr 20:23  Уларниң һейлисини чүшәнгән һәзрити Әйса:
Luke UyCyr 20:24  — Маңа бир данә күмүч тәңгә көрситиңлар. Буниң үстидики сүрәт вә исим кимниң? — деди. — Рим мператори Қәйсәрниң, — дәп җавап бәрди улар.
Luke UyCyr 20:25  — Ундақ болса, Қәйсәрниң һәққини Қәйсәргә, Худаниң һәққини Худаға тапшуруңлар, — деди һәзрити Әйса уларға.
Luke UyCyr 20:26  Улар халайиқниң алдида һәзрити Әйсаниң сөзлиридин тутували­диған бирәр путақ чиқиралмиди. Һәзрити Әйсаниң җававиға һәйран болуп зувани тутулди.
Luke UyCyr 20:27  Өлгәнләр тирилмәйду дәп қарайдиған садуқий диний еқимиди­ки­ләрдин бәзилири һәзрити Әйсаниң алдиға келип, Униңдин мундақ дәп сориди:
Luke UyCyr 20:28  — Устаз, Муса пәйғәмбәр Тәвратта: «Бир киши өлүп кетип, аяли тул қелип, пәрзәнт көрмигән болса, өлгән адәмниң ака яки иниси тул қалған йәңгисини әмригә елип, қериндиши үчүн нәсил қалдуруши лазим», дәп язған.
Luke UyCyr 20:29  Бурун йәттә ака-ука өткән екән, чоңи өйлинип, пәрзәнт көрмәй аләмдин өтүпту.
Luke UyCyr 20:30  Кәйнидики инисиму тул қалған йәңгисини әмригә елип, аләмдин өтүпту.
Luke UyCyr 20:31  Андин уни үчинчи иниси апту. Шундақ қилип, йәттинчисигичә һәммиси уни елип чиқипту. Лекин һеч қайсиси пәрзәнт көрмәй аләмдин өтүпту.
Luke UyCyr 20:32  Ахири у аялму аләмдин өтүпту.
Luke UyCyr 20:33  Әнди сорайдиғинимиз шуки: Қиямәт күни бу аял кимниң аяли болуп тирилиду? Чүнки йәттә қериндашниң һәммиси уни хотунлуққа алғандә!
Luke UyCyr 20:34  Һәзрити Әйса уларға мундақ җавап бәрди: — Бу дунияниң адәмлири хотун алиду, әргә тегиду.
Luke UyCyr 20:35  Бирақ өлгәндин кейин тирилип, асманда яшашқа лайиқ һесапланғанлар хотун­му алмайду, әргиму тәгмәйду.
Luke UyCyr 20:36  Улар периштәләргә охшаш мәңгү яшайду. Улар Худаниң пәрзәнтлири болғачқа, өлгәндин кейин тирилиду.
Luke UyCyr 20:37  Бирақ «Өлгәндин кейин тирилиш барму-йоқ?» дегән соалға кәлсәк, тирилишниң барлиғини Муса пәйғәмбәр өзи испатлап бәрди. Чүнки гәрчә әҗдатлиримиз Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар Муса пәйғәмбәргә қариғанда аллиқачан аләмдин өткән болсиму, Тәвраттики «Тикәнликниң көйүши» һәққидики баянда Муса пәйғәмбәр мундақ язған: «Худа: Мән Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар етиқат қилип кәлгән Худа болимән! дегән».
Luke UyCyr 20:38  Демәк, Худа өлгәнләрниң әмәс, тирикләрниң Худасидур. Худаниң нәзәридә уларниң һәммиси һаяттур.
Luke UyCyr 20:39  Бәзи Тәврат устазлири: — Устаз, яхши ейттиңиз! — деди.
Luke UyCyr 20:40  Шуниңдин кейин улар һәзрити Әйсадин соал сорашқа пети­налмиди.
Luke UyCyr 20:41  Кейин һәзрити Әйса улардин соал сориди: — Кишиләр Қутқазғучи-Мәсиһни падиша Давутниң Әвлади, дәп турувалса қандақ болиду?
Luke UyCyr 20:42  Давут өзи Зәбурда Қутқазғучи-Мәсиһ тоғри­сида мундақ дегәнғу: «Пәрвәрдигар Ғоҗайинимға ейттики: ‹ Мән Сениң дүшмәнлириңни Айиғиң астида дәссәткичә, Мениң оң йенимда олтарғин! › »
Luke UyCyr 20:43  Давут өзи Зәбурда Қутқазғучи-Мәсиһ тоғри­сида мундақ дегәнғу: «Пәрвәрдигар Ғоҗайинимға ейттики: ‹ Мән Сениң дүшмәнлириңни Айиғиң астида дәссәткичә, Мениң оң йенимда олтарғин! › »
Luke UyCyr 20:44  Қутқазғучи-Мәсиһ падиша Давутниң Әвлади болсиму, лекин падиша Давут Мәсиһни «Ғоҗайиним» дегән йәрдә, Мәсиһ униңдин улуқ болмамду?!
Luke UyCyr 20:45  Җамаәт қулақ селип аңлаватқанда, һәзрити Әйса шагиртлириға мундақ деди:
Luke UyCyr 20:46  — Тәврат устазлиридин пәхәс болуңлар. Улар узун тонларни кийишивелип, гедийип жүрүшни яхши көриду. Базарларда башқи­ларниң өзлиригә салам берип һөрмәтлишини, ибадәтханиларда алаһи­дә орунда олтиришни, зияпәтләрдиму төрдә олтиришни яхши көриду.
Luke UyCyr 20:47  Улар тул аяллардин пайда елип, уларниң мал-мүлкини йәвелип, андин әттәй башқилар көрсун дәп, узундин-узун дуа қилиду. Улар җәзмән техиму қаттиқ җазаға тартилиду!
Chapter 21
Luke UyCyr 21:1  Һәзрити Әйса бешини көтирип қариведи, мәркизий ибадәт­ханидики сәдиқә жиғилидиған җайға өз сәдиқилирини ташла­ватқан бир нәччә байни көрди.
Luke UyCyr 21:2  У йәнә бир намрат тул аялниңму иккила тәңгини ташлаватқанлиғини көрүп:
Luke UyCyr 21:3  — Билип қоюңларки, бу намрат тул аялниң сәдиқиси Худаниң нәзәридә һәммиңларниңкидин көп.
Luke UyCyr 21:4  Чүнки башқилар өзлириниң ашқан байлиқлиридин сәдиқә қилди. Лекин бу аял намрат туруп, өзиниң барлиқ тирикчилик қилидиғинини сәдиқә қилди, — деди.
Luke UyCyr 21:5  Шагиртлардин бәзилири мәркизий ибадәтханиниң нәпис таш­лар вә Худаға атиған нәрсиләр билән безәлгәнлиги тоғрисида сөзлиши­вататти. Һәзрити Әйса:
Luke UyCyr 21:6  — Шундақ бир вақит келидуки, силәр бу йәрдә көрүватқан һәм­мә нәрсә гумран қилиниду, һәтта бир тал һул тешиму җайида қалдурул­майду, — деди.
Luke UyCyr 21:7  Улар һәзрити Әйсадин: — Устаз, бу дегәнлириңиз қачан йүз бериду? Буларниң йүз беридиғанлиғини билдүридиған қандақ бешарәт болиду? — дәп сориди.
Luke UyCyr 21:8  Һәзрити Әйса мундақ деди: — Аздурулуп кетиштин һошияр болуңлар. Чүнки нурғун кишиләр Мениң намимни сетип, «Қутқазғучи-Мәсиһ мән болимән!» вә «Қиямәт күни йеқинлап қалди!» дәйду. Силәр ундақ кишиләргә әгәшмәңлар.
Luke UyCyr 21:9  Уруш вә топилаңниң тивишини аңлиған вақтиңлардиму қорқуп кәтмәңлар. Бу ишларниң йүз бериши муқәррәр. Лекин бу заман ахири йетип кәлди дегәнлик әмәс.
Luke UyCyr 21:10  Һәзрити Әйса сөзини давамлаштуруп йәнә мундақ деди: — Бир милләт йәнә бир милләт билән уруш қилиду. Бир дөләт йәнә бир дөләткә һуҗум қилиду.
Luke UyCyr 21:11  Шиддәтлик йәр тәврәшләр, ачарчилиқлар йүз бериду, жуқумлуқ кесәлләр тарқилиду вә асманда қорқунучлуқ аламәтләр көрүниду.
Luke UyCyr 21:12  Бирақ бу вақиәләр йүз бериштин илгири силәр тутқун қилинип зиянкәшликкә учрайсиләр. Кишиләр силәрни ибадәтханиларниң сорақ қилишиға тапшуриду, зинданларға ташлайду. Маңа ишәнгәнлигиңлар үчүн силәрни падиша вә һакимларниң алдиға елип бариду.
Luke UyCyr 21:13  Мана бу силәрниң уларниң алдида Мениң гувачилирим болуш пурситиңлардур.
Luke UyCyr 21:14  Шуңа уларниң соал-сорақлириға қандақ җавап бериш тоғрисида алдин-ала баш қатуруп кәтмәңлар.
Luke UyCyr 21:15  Чүнки Мән силәргә дүшмәнлириңлар қарши чиқалмиғидәк вә рәт қилалмиғидәк сөз қабилийити вә әқил-парасәт ата қилимән.
Luke UyCyr 21:16  Силәр зиянкәшликкә учриған вақитта, ата-ана, ака-ука, уруқ-туққан, яр-бурадәрлириңларму силәргә хаинлиқ қилиду. Араңлардики бәзи кишиләрму өлтүрүлиду.
Luke UyCyr 21:17  Маңа ишәнгәнлигиңлар үчүн һәммә адәм силәргә өчмәнлик қилиду,
Luke UyCyr 21:18  һалбуки улар бир тал чечиңларғиму чеқилалмайду!
Luke UyCyr 21:19  Чидамлиқ болғиниңларда мәңгүлүк һаятқа еришисиләр.
Luke UyCyr 21:20  — Йерусалимниң дүшмән қошунлири тәрипидин қоршавелин­ғанлиғини көргиниңларда, униң вәйран болушқа аз қалғанлиғини билиңлар.
Luke UyCyr 21:21  У чағда Йәһудийә өлкисидики аһалиләр тағларға қачсун, йерусалимлиқлар шәһәрдин чиқип кәтсун, йезилардикиләр шәһәргә кирмисун.
Luke UyCyr 21:22  Чүнки шу чағ Худаниң хәлиқни җазалайдиған күнлиридур. Шуниң билән Муқәддәс Язмиларда бу тоғрилиқ йезилғанларниң һәм­миси әмәлгә ашурулиду.
Luke UyCyr 21:23  У күнләрдә қечиши әпсиз болған һамилдар аяллар вә бала емити­диған аниларниң һалиға вай! Чүнки бу йәрдики кишиләргә еғир апәт келиду. Улар Худаниң ғәзивигә учрап,
Luke UyCyr 21:24  қилич астида өлиду яки тутқун қилинип, чәт дөләтләргә һайдилиду. Худаниң йәһудий әмәсләргә бәлгүләп бәргән вақти тошқичә, улар Йерусалимни аяқ асти қилиду.
Luke UyCyr 21:25  — Мән келиштин бурун қуяш, ай, юлтузлар ғәйри түс алиду. Йәр йүзидики әлләр деңиз-муһитларниң ғәзәплик шавқунидин алақзадә болиду.
Luke UyCyr 21:26  Асман җисимлири тәвринип кетиду. Шуниң билән инсанлар дунияға келидиған апәтләрни есигә елип, вәһимә ичидә ғал-ғал титрәп әс-һошини йоқитиду.
Luke UyCyr 21:27  У чағда Инсан Оғлиниң күч-қудрәт вә улуқ шан-шәрәп билән булут ичидә келиватқанлиғини көрисиләр.
Luke UyCyr 21:28  Шуңа бундақ аламәтләр көрүнгән чағда силәр бешиңларни көти­рип қәддиңларни руслаңлар, чүнки бу силәрниң қутқузулушуң­ларға аз қалди дегәнликтур.
Luke UyCyr 21:29  Һәзрити Әйса уларға мундақ бир тәмсилни сөзләп бәрди: — Әнҗир дәриғи вә башқа дәрәқләргә қараңлар.
Luke UyCyr 21:30  Уларниң йеңи йопурмақ чиқарғанлиғидин язниң йетип келишигә аз қалғанлиғини билисиләр.
Luke UyCyr 21:31  Шуниңдәк Мән бая дегән аламәтләрниң йүз бериватқан­лиғини көргиниңларда Худаниң Падишалиғиниң намайән болуш алдида туруватқанлиғини билиңлар.
Luke UyCyr 21:32  Билип қоюңларки, мана бу аламәтләрниң һәммиси әмәлгә ашурулмай туруп, бу әвлат кишиләр аләмдин өтмәйду.
Luke UyCyr 21:33  Асман-зимин йоқилиду, бирақ Мениң сөзлирим йоқалмай мәңгү инавәтлик болиду.
Luke UyCyr 21:34  — Һошияр болуңлар! Әйш-ишрәт вә турмушниң ғәм-әндиши­лиригә берилип кәтмәңлар. Қиямәт күни силәргә гоя тосаттин бешиң­ларға ташланған тордәк кәлмисун.
Luke UyCyr 21:35  Чүнки у апәтләр йәр йүзидики пүтүн инсанларниң бешиға келиду.
Luke UyCyr 21:36  Һәр вақит һошияр болуңлар, йүз беридиған бу аламәтләрдин аман-есән өтәлишиңлар вә қиямәт күни Инсан Оғли алдида қорқмай туралишиңлар үчүн һәр дайим дуа қилиңлар, — деди.
Luke UyCyr 21:37  Һәзрити Әйса күндүзлири мәркизий ибадәтханида тәлим берип, ахшамлири шәһәрдин чиқип, кечини Зәйтун теғида өткүзәтти.
Luke UyCyr 21:38  Җамаәт Униң тәлимини аңлаш үчүн таң сәһәрдә ибадәтханиға қарап маңатти.
Chapter 22
Luke UyCyr 22:1  Йәһудийларниң «Петир нан» һейти, йәни «Өтүп кетиш» һейти келишкә аз қалған еди.
Luke UyCyr 22:2  Алий роһанийлар вә Тәврат устаз­лири һәзрити Әйсани бир амал қилип өлтүрүветишниң чарисини издиди. Бирақ улар Уни қоллайдиған хәлиқтин қорққанлиқтин, Уни мәхпий һалда тутмақчи болушти.
Luke UyCyr 22:3  Шу күнләрдә һәзрити Әйсаниң он икки шагиртиниң бири болған Йәһуда Ишқарийотниң көңлигә шәйтан кирди.
Luke UyCyr 22:4  У алий роһанийлар вә мәркизий ибадәтхана қаравуллириниң башлиқлири билән һәзрити Әйсани уларға қандақ тутуп бериш үстидә мәслиһәтләшти.
Luke UyCyr 22:5  Уларниң гүл қәқәқлири ечилип, Йәһудаға пул беришкә вәдә бәрди.
Luke UyCyr 22:6  Йәһуда мақул болуп, һәзрити Әйсани җамаәттин хали қалғанда уларға тутуп бериш үчүн пурсәт издәшкә башлиди.
Luke UyCyr 22:7  «Петир нан» һейтиниң қой қурванлиқ қилинидиған күни йетип кәлгән еди. «Өтүп кетиш» һейти дәп аталған бу күни йәһудийлар өйлиридә қой союп, петир нан билән йәтти.
Luke UyCyr 22:8  Шуңа һәзрити Әйса Петрус билән Юһаннаға: — Биргә ғизалинишимиз үчүн силәр берип «Өтүп кетиш» һейти­ниң тамиғини тәйярлаңлар, — дәп уларни әвәтти.
Luke UyCyr 22:9  — Қәйәрдә тәйярлишимизни халайсиз? — дәп сориди улар.
Luke UyCyr 22:10  Һәзрити Әйса мундақ деди: — Йерусалимға кирсәңлар, у йәрдә козида су тошуватқан бир әр кишини учритисиләр. Униң кәйнидин меңип, у киргән өйгә кириңлар
Luke UyCyr 22:11  вә өй егисигә: «Устазимиз: Шагиртлирим билән «Өтүп кетиш» һейти­ниң тамиғини йәйдиған меһманлиқ өй қәйәрдә екән? дәп сораватиду», дәңлар.
Luke UyCyr 22:12  У силәрни үстүнки қәвәттики җабдуп қоюлған бир еғиз чоң өйгә башлап чиқиду. Мана шу өйдә «Өтүп кетиш» һейтиниң тами­ғини тәйяр қилиңлар.
Luke UyCyr 22:13  Петрус билән Юһанна барса, һәммә ишлар һәзрити Әйсаниң ейтқинидәк болуп чиқти. Улар «Өтүп кетиш» һейтиниң тамиғини тәйяр­лашқа киришти.
Luke UyCyr 22:14  Тамақ вақтида һәзрити Әйса әлчилири билән биллә келип, дәсти­ханда олтарди.
Luke UyCyr 22:15  Андин У әлчилиригә мундақ деди: — Мән азап чекиштин илгири бу «Өтүп кетиш» һейтиниң бу тамиғида силәр билән бир дәстиханда болушқа интизар болуп кәлгән едим.
Luke UyCyr 22:16  Чүнки бу һейтниң һәқиқий мәнаси Худаниң Падишали­ғида әмәлгә ашурулмиғичә, Мән бундақ һейтлиқ тамақни қайта йемәймән.
Luke UyCyr 22:17  Андин һәзрити Әйса бир җамни қолиға елип, Худаға шүкүр ейтти вә шагиртлириға: — Буниңдин ичиңлар.
Luke UyCyr 22:18  Шуни ейтайки, Худаниң Падишалиғи толуқ намайән болмиғичә, һәргиз бундақ шарапни ичмәймән, — деди.
Luke UyCyr 22:19  Андин У бир нанни қолиға елип, Худаға шүкүр ейтти вә уни уштуп туруп, уларға берип: — Бу Мениң силәр үчүн пида болидиған тенимдур. Мени әсләп туруш үчүн буниңдин йәңлар, — деди.
Luke UyCyr 22:20  Тамақтин кейин У йәнә җамни қолиға елип мундақ деди: — Бу җамдики шарап Мениң силәр үчүн төкүлидиған қеним билән түзүлидиған Худаниң Йеңи келишиминиң бәлгүсидур.
Luke UyCyr 22:21  Бирақ шуни билип қоюңларки, бу йәрдә Мән билән бир дәстиханда олтарғанлардин бири Маңа сатқунлуқ қилиду!
Luke UyCyr 22:22  Дәрвәқә, Инсан Оғли Худаниң ирадиси билән аләмдин өтиду. Лекин Униңға сатқунлуқ қилидиған кишиниң һалиға вай!
Luke UyCyr 22:23  Шагиртлар бир-биридин: — Бундақ қилидиған зади кимду? — дәп сорашти.
Luke UyCyr 22:24  Шагиртлар өз ичидә зади кимниң мәртивиси һәммидин жуқури, дәп талаш-тартиш қилишқа башлиди.
Luke UyCyr 22:25  Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Бу дуниядики падишалар һөкүмран сүпитидә қол астидики хәлиқни башқуриду һәм өзини хәлиқпәрвәр қилип көрситиду.
Luke UyCyr 22:26  Лекин силәр бундақ қилмаңлар. Араңлардики әң мәртивиликләр өзлирини әрзимәс кишиләрдәк тутсун. Башлиқ болғиниңлар башқиларға хизмәт қилиңлар.
Luke UyCyr 22:27  Адәттә ким мәртивилик? Дәстиханда олтарғанму яки хизмәткарму? Әлвәттә, дәстиханда олтарған әмәсму? Бирақ Маңа кәлсәк, гәрчә Мән силәрниң Устазиңлар болсамму, араңларда хизмәткарға охшашмән.
Luke UyCyr 22:28  Мән синақларни бешимдин өткүзгәндә, силәр баштин-ахир Мән билән биллә болдуңлар.
Luke UyCyr 22:29  Худди Атам Маңа падишалиқ һоқуқини тәғдим қилғандәк, силәргиму шуни тәғдим қилимән.
Luke UyCyr 22:30  Силәр Мениң Падишалиғимда Мән билән һәмдәстихан болисиләр вә тәхтләрдә олтирип, исраилларниң он икки қәбилисигә һөкүмранлиқ қилисиләр.
Luke UyCyr 22:31  Һәзрити Әйса йәнә мундақ деди: — Әй Симун, Симун! Шәйтанниң һәммиңларни синаш тәливигә Худа мақул болди. У силәрни худди буғдай тасқиғандәк синимақчи.
Luke UyCyr 22:32  Лекин Маңа болған ишәнчиң йоқалмисун дәп, саңа дуа қилдим. Шәйтанниң синиғидин өтүп, Мениң йолумға қайтқандин кейин, қериндашлириңниң ишәнчини мустәһкәмлә.
Luke UyCyr 22:33  — Әй Рәббим, мән Сиз билән биллә зинданға ташлинип, биллә өлүшкә тәйярмән! — деди Петрус.
Luke UyCyr 22:34  — Петрус, — деди һәзрити Әйса, — билип қойғинки, әтә сәһәрдә ғораз чиллиғичә, сән Мәндин үч қетим танисән.
Luke UyCyr 22:35  Андин һәзрити Әйса шагиртлиридин: — Бурун Мән силәрни сәпәргә әвәткәндә пул халта, хурҗун вә аяқ алмаңлар, дегән едим. У чағда бирәр нәрсәңлар кам болуп қалғанму? — дәп сориди. — Яқ, — дәп җавап беришти шагиртлар.
Luke UyCyr 22:36  — Лекин әнди пул халта, хурҗуни барлар еливелиңлар. Қиличи йоқлар, чапиниңларни сетип бирдин қилич елиңлар, — деди һәзрити Әйса,
Luke UyCyr 22:37  — чүнки Муқәддәс Язмиларда Мән тоғрилиқ: «У җинайәтчи­ләр қатариға киргүзүлиду», дәп хатириләнгән сөз чоқум әмәлгә ашурулиду. Әмәлиятта Мән тоғрилиқ йезилғанларниң һәммиси әмәлгә ешишқа аз қалди.
Luke UyCyr 22:38  — Әй Рәббим, қараң, бу йәрдә икки қилич бар екән, — деди шагиртлар. — Болди, йетиду! — деди һәзрити Әйса уларға.
Luke UyCyr 22:39  Тамақтин кейин һәзрити Әйса шагиртлар билән биллә шәһәрдин чиқип, адәттикидәк Зәйтун теғиға кәтти.
Luke UyCyr 22:40  У йәргә йетип барғандин кейин уларға: — Езиқтурулмаслиғиңлар үчүн дуа қилиңлар, — деди.
Luke UyCyr 22:41  Андин һәзрити Әйса нериғирақ берип, тизлинип туруп:
Luke UyCyr 22:42  — Әй Ата, халисаң, бу азап қәдиһини Мәндин жирақлаштур­ғайсән. Лекин бу иш Мениң әмәс, бәлки Сениң ирадәң бойичә болсун, — дәп дуа қилди.
Luke UyCyr 22:43  У дуа қиливатқанда, асмандин кәлгән бир периштә Униңға көрүнүп, мәдәт бәрди.
Luke UyCyr 22:44  Һәзрити Әйса чоңқур қайғу ичидә техиму ихлас билән дуа қиливатқанда, Униң тәрлири йәргә төкүлгән қан тамчилиридәк чүшүшкә башлиди.
Luke UyCyr 22:45  Дуадин кейин һәзрити Әйса орнидин туруп, шагиртлириниң йениға келип, уларниң ғәмгә чөккәнлигидин үгдәп қалғанлиғини көрди.
Luke UyCyr 22:46  — Ухлап қалғиниңлар немиси? Езиқтурулуштин сақлиниш үчүн қопуп дуа қилиңлар, — деди һәзрити Әйса уларни ойғитип.
Luke UyCyr 22:47  Һәзрити Әйсаниң сөзи аяқлашмастинла он икки шагиртиниң бири болған Йәһуда бир топ адәмни башлап кәлди. У һәзрити Әйсаниң алдиға келип, Уни сөйүп салам бәрди.
Luke UyCyr 22:48  Һәзрити Әйса униңға: — Әй Йәһуда, Инсан Оғлини сөйүп қоюпла, йәнә Униңға сатқун­луқ қиламсән? — деди.
Luke UyCyr 22:49  Һәзрити Әйсаниң йенидики шагиртлар әһвалниң чатақлиғини көрүп: — Әй Рәббим, улар билән елишсақ қандақ дәйсиз? — деди.
Luke UyCyr 22:50  Шагирт­ларниң бири қиличини көтирип, баш роһанийниң чакириға урди. Қилич чакарниң оң қулиғиға тегип, уни шилип чүширивәтти.
Luke UyCyr 22:51  Бирақ һәзрити Әйса: — Бәс! — деди вә қолини узитип чакарниң қулиғиға тәккүзүп қоювиди, қулақ шу ан сақийип кәтти.
Luke UyCyr 22:52  Һәзрити Әйса Өзини тутқили кәлгән алий роһанийлар, ибадәт­хана қаравуллириниң башлиқлири вә ақсақалларға: — Силәр қилич-тоқмақларни көтирип Мени тутқили кәпсиләр, Мени қарақчи көрүватамсиләр?
Luke UyCyr 22:53  Мән һәр күни силәр билән мәркизий ибадәтхана һойлисида болғанда, Маңа қол салмидиңлар. Бирақ әнди қол салидиған вақит-саатиңлар йетип кәлди. Бу шәйтан һөкүм сүридиған қараңғу вақиттур, — деди.
Luke UyCyr 22:54  Қаравуллар һәзрити Әйсани тутуп, баш роһанийниң өйигә елип келишти. Петрус жирақтин әгишип маңған еди.
Luke UyCyr 22:55  Улар һойлиниң оттурисиға от йеқип, чөрисидә иссинип олтарғанда, Петрусму улар­ниң арисиға киривалди.
Luke UyCyr 22:56  Униң иссинип олтарғинини көргән бир хизмәт­кар қиз униңға тикилип қарап туруп: — Бу адәмму Әйса билән бир! — деди.
Luke UyCyr 22:57  — Яқ! Мән Уни тонумаймән! — дәп танди Петрус.
Luke UyCyr 22:58  Узун өтмәй йәнә бири уни тонуп қелип: — Сәнму Униң адимиғу! — деди. — Қойғина, мән улар билән бир әмәс! — деди Петрус.
Luke UyCyr 22:59  Бирәр саат өткәндин кейин, йәнә бир адәм: — Шүбһисизки, бу адәм Әйса билән бир. Тәләппузидин униңму җәлилийәлик екәнлиги чиқип турмамду?! — дәп чиң турувалди.
Luke UyCyr 22:60  Лекин Петрус: — Немә дәп билҗирлаватқиниңни чүшәнмәймән! — деди. Униң сөзи аяқлашмастинла ғораз чиллиди.
Luke UyCyr 22:61  Рәббимиз Әйса кәйнигә бурулуп, Петрусқа тикилип қариди. Петрус Рәб Әйсаниң: «Әтә сәһәрдә ғораз чиллаштин илгири сән Мәндин үч қетим танисән», дегән сөзини есигә елип,
Luke UyCyr 22:62  ташқириға чиқип қаттиқ жиғлап кәтти.
Luke UyCyr 22:63  Һәзрити Әйсаға қараватқан қаравуллар Уни мәсқирә қилатти.
Luke UyCyr 22:64  Униң көзини теңип қойғандин кейин, Уни уруп туруп: — Пәйғәмбәр болсаң, ейтип баққина, Сени ким урди? — дәп сораш­ти
Luke UyCyr 22:65  вә Униңға буниңдин башқа йәнә нурғун һақарәтләрни яғдурушқа башлиди.
Luke UyCyr 22:66  Таң атқанда йәһудийларниң алий кеңәшмисидики ақсақаллар, алий роһанийлар вә Тәврат устазлири җәм болушти. Һәзрити Әйса уларниң алдиға елип келинди.
Luke UyCyr 22:67  Улар һәзрити Әйсадин: — Ейтқин, Сән Қутқазғучи-Мәсиһму? — дәп сорашти. Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди: — Силәргә ейтсамму, ишәнмәйсиләр.
Luke UyCyr 22:68  Силәрдин бирәр соал сори­сам, җавап бәрмәйсиләр.
Luke UyCyr 22:69  Лекин Инсан Оғлиниң қадир Худаниң оң йенида олтиридиғиниға аз қалди.
Luke UyCyr 22:70  — Ундақта, Сән Худа Оғли екәнсәндә? — дейишти улар. — Силәрниң дегиниңлардәк! — дәп җавап бәрди һәзрити Әйса.
Luke UyCyr 22:71  Шуниң билән улар: — Әнди башқа һеч қандақ әризә қилғучиниң һаҗити қалмиди. Чүнки Өзиниң ағзидин күпүрлүк сөзләрни аңлидуқ! — дейишти.
Chapter 23
Luke UyCyr 23:1  Кеңәшмә башлиқлириниң һәммиси орнидин турушуп, һәзрити Әйсани һаким Пилатусниң алдиға елип беришти.
Luke UyCyr 23:2  У йәрдә Униң үстидин шикайәт қилип: — Биз бу Адәмниң йәһудий хәлқини аздуруп, Рим императориға баҗ тапшурмаслиққа қутратқанлиғини вә Өзини йәһудийларниң Қутқазғучи-Мәсиһи, йәни Падишаси дәп атавалғанлиғини көрдуқ, — дейишти.
Luke UyCyr 23:3  — Сән йәһудийларниң Падишасиму? — дәп сориди Пилатус һәз­рити Әйсадин. — Ейтқиниңиздәк, — дәп җавап бәрди һәзрити Әйса.
Luke UyCyr 23:4  Андин Пилатус алий роһанийлар билән көпчиликкә: — Бу Адәмдин бирәр җинайәт тапалмидим, — деди.
Luke UyCyr 23:5  Лекин улар техиму қәтъий түрдә: — У Өз тәлимлири билән пүтүн йәһудийлар зиминидики аммини қутритип, Җәлилийә өлкисидин башлап таки бу йәргичә кәлди, — дейишти.
Luke UyCyr 23:6  Буни аңлиған Пилатус: — Бу адәм җәлилийәликму? — дәп сориди.
Luke UyCyr 23:7  У һәзрити Әйсаниң Һирод ханниң қол астидики өлкидин кәлгәнлигидин хәвәр тепип, Уни Һиродқа йоллап бәрди. (У чағда Һиродму Йерусалимда еди.)
Luke UyCyr 23:8  Һирод хан һәзрити Әйсани көрүп, интайин хошал болди. Чүнки у узундин бери һәзрити Әйсаға даир ишларни аңлап, «Мениң алдимдиму бирәр мөҗүзә көрситип бақсун!» дәп Униң билән көрүшмәкчи болуп жүрәтти.
Luke UyCyr 23:9  Шуңа у һәзрити Әйсадин бир мунчә соалларни сориди. Лекин һәзрити Әйса бир еғизму җавап бәрмиди.
Luke UyCyr 23:10  Алий роһанийлар вә Тәврат устазлири һәзрити Әйсаниң үстидин һә дәп әризә-шикайәт қиливататти.
Luke UyCyr 23:11  Һирод хан вә униң ләшкәрлири һәзрити Әйсани һақарәтләп мәсқирә қилишти. Андин кейин Униңға падишаларчә һашамәтлик тон кийдүрүп, Уни йәнә Пилатусниң алдиға қайтурди.
Luke UyCyr 23:12  Мана шу күндин башлап Һирод хан билән һаким Пилатус дост болуп қалди. Униңдин бурун улар бир-биригә дүшмән еди.
Luke UyCyr 23:13  Һаким Пилатус алий роһанийларни, йәһудий ақсақалларни вә җамаәтни жиғип,
Luke UyCyr 23:14  уларға: — Силәр бу Адәмни алдимға һайдап кәлдиңлар. Униң үстидин хәлиқ­ни аздуруп қутратти дәп шикайәт қилдиңлар. Бирақ мән Уни силәрниң алдиңларда сорақ қилип, силәр шикайәт қилған җинайәт­ләрдин бириниму тапалмидим.
Luke UyCyr 23:15  Һирод ханму Униңдин гуна тапал­май, маңа қайтуруветипту. Чүнки Униңда өлүмгә лайиқ һеч қандақ җинайәт йоқ екән.
Luke UyCyr 23:16  Әнди мән Уни қамчилитип, қоюп беримән, — деди.
Luke UyCyr 23:17  Униң мундақ дейишиниң сәвәви: у һәр қетимлиқ «Өтүп кетиш» һейтида, йәһудий җинайәтчилиридин бирини қоюп берәтти.
Luke UyCyr 23:18  Бирақ көпчилик бир еғиздин чуқан селишип: — Уни өлтүрүң! Бараббасни қоюп бериң! — дейишти.
Luke UyCyr 23:19  (Бараббас Йерусалимда топилаң көтирип, адәм өлтүрүп, зинданға ташланған бир җинайәтчи еди.)
Luke UyCyr 23:20  Пилатус һәзрити Әйсани қоюп бәрмәкчи болуп, көпчиликкә қайта несиһәт қилди.
Luke UyCyr 23:21  Лекин улар һә дәп: — Уни чапрас яғачқа миқлитиң, чапрас яғачқа миқлитиң! — дәп чуқан селишти.
Luke UyCyr 23:22  Пилатус үчинчи қетим уларға: — Немишкә? У зади немә җинайәт өткүзди? Мән Униңдин өлүмгә лайиқ җинайәт тапалмидим. Уни қамчилитип, қоюп беримән, — деди.
Luke UyCyr 23:23  Бирақ көпчилик давамлиқ чуқан селишип, һәзрити Әйсани чапрас яғачқа миқлап есип өлтүрсун дәп, чиң турувалди. Уларниң чуқанлири ахири ғалибә қилди.
Luke UyCyr 23:24  Пилатус уларниң тәливи бойичә һөкүм чиқарди.
Luke UyCyr 23:25  Топилаң көтирип зинданға ташланған һелиқи қатилни қоюп берип, һәзрити Әйсани йәһудийларниң өз хаһиши бойичә бир тәрәп қилиш үчүн ләшкәрләргә тапшуруп бәрди.
Luke UyCyr 23:26  Ләшкәрләр чапрас яғачни көтәргән һәзрити Әйсани елип кетиват­қанда, йолда йезидин келиватқан Кирини шәһирилик Симун исимлиқ бир кишини учратти. Улар бу кишини тутувелип чапрас яғачни униңға көтәргүзүп, һәзрити Әйсаниң кәйнидин һайдап маңди. Чүнки һәзрити Әйса һалсирап кәткән еди.
Luke UyCyr 23:27  Нурғун кишиләр һәзрити Әйсаниң кәйнидин әгишип маңди. Уларниң ичидә һәзрити Әйсаға ечинип жиға-зар қилишип маңған аялларму бар еди.
Luke UyCyr 23:28  Һәзрити Әйса кәйнигә бурулуп уларға мундақ деди: — Әй Йерусалим аяллири! Мән үчүн жиғлимаңлар. Өзәңлар вә пәрзәнт­лириңлар үчүн жиғлаңлар!
Luke UyCyr 23:29  Чүнки силәргә шундақ еғир күнләр келидуки, кишиләр: «Пәрзәнт көрмигән, һамилдар болмиған, бала емитмигән аяллар немә дегән бәхитлик!» дәйду.
Luke UyCyr 23:30  У чағда кишиләр Худаниң ғәзивидин қечиш үчүн тағларға: «Үстимизгә өрүл!», дөңләргиму: «Үстимизни яп!» дәп ялвуриду.
Luke UyCyr 23:31  Яп-йешил дәрәқ отта көйдүрүлгән йәрдә, қуруп кәткән дәрәқ техиму көйдүрүлмәсму?! Шуниңдәк, Мән азап чәккән йәрдә, силәр гунакар йәһудийлар техиму азап чәкмәмсиләр?!
Luke UyCyr 23:32  Ләшкәрләр һәзрити Әйса билән биргә икки җинайәтчиниму улар үстидин өлүм җазасини беҗиришкә елип келишкән еди.
Luke UyCyr 23:33  Улар Йерусалимниң сиртидики «Баш сүйәк» дәп аталған җайға берип, у йәрдә һәзрити Әйсани чапрас яғачқа миқлиди. Икки җинайәт­чиниңму бирини һәзрити Әйсаниң оң тәрипигә, йәнә бирини сол тәрипигә миқлиди вә чапрас яғачларни тикләп қойди.
Luke UyCyr 23:34  Һәзрити Әйса: — Әй Ата, уларни кәчүрүм қилғин, чүнки улар өзиниң немә қиливат­қанлиғини билмәйду, — деди. Ләшкәрләр чәк ташлишип, һәзрити Әйсаниң кийим-кечәклирини бөлүшүвалди.
Luke UyCyr 23:35  Халайиқ қарап туруватқанда, йәһудий ақсақаллар Уни мәсқирә қилип: — У башқиларни қутқузуптикән! Әгәр расттин Худа тайин­лиған Қутқазғучи-Мәсиһ болған болса, Өзини қутқузуп бақсун! — дейишти.
Luke UyCyr 23:36  Ләшкәрләрму Уни мәсқирә қилишип, Униңға әрзән үзүм шарави тәңләп:
Luke UyCyr 23:37  — Әгәр Сән йәһудийларниң Падишаси болсаң, Өзәңни қутқузуп бақ! — дейишти.
Luke UyCyr 23:38  Һәзрити Әйсаниң үстидики тахтиға: «Бу Киши йәһудийларниң Падишаси», дәп йезилған еди.
Luke UyCyr 23:39  Һәзрити Әйса билән биллә чапрас яғачқа миқланған икки җинайәтчиниң бири Уни һақарәтләп: — Сән Худа әвәткән Қутқазғучи әмәсмидиң? Әнди Өзәңниму, биз­ниму қутқузмамсән?! — деди.
Luke UyCyr 23:40  Йәнә бири болса һелиқи җинайәтчини әйипләп: — Сәнму Униңға охшаш җазалиниватқан туруп, Худадин қорқми­диңму?
Luke UyCyr 23:41  Бизниң җазалинишимиз һәқлиқ. Биз өз қилмишлиримизниң җазасини тарттуқ, лекин У һеч қандақ яманлиқ қилмиғанғу! — деди.
Luke UyCyr 23:42  Андин у һәзрити Әйсаға: — Әй Әйса, Падишалиғиң билән кәлгиниңдә, мени унтумиғайсән, — деди.
Luke UyCyr 23:43  — Билип қойки, бүгүн сән Мән билән биллә җәннәттә болисән, — деди һәзрити Әйса униңға.
Luke UyCyr 23:44  Чүш вақтида қуяш нури ғайип болуп, пүтүн зиминни қараңғулуқ басти. Бу әһвал үч саат давам қилди.
Luke UyCyr 23:45  Мәркизий ибадәтханидики пәрдә тосаттин икки парчә болуп житилди.
Luke UyCyr 23:46  Һәзрити Әйса қаттиқ аваз билән: — Әй Атам! Роһумни қолуңға тапшурдум, — дедидә, тиниғи тохтап, җан үзди.
Luke UyCyr 23:47  У йәрдә буни көрүп турған йүз беши Худадин қорққан һалда: — Бу Адәм һәқиқәтән дурус Адәм екән! — дәп Худани мәдһийи­лиди.
Luke UyCyr 23:48  Бу вақиәни көрүш үчүн жиғилған халайиқ қайғу билән мәйдисигә уруп, өйлиригә қайтишти.
Luke UyCyr 23:49  Һәзрити Әйсани тонуйдиған кишиләр вә Җәлилийә өлкисидин Униңға әгишип кәлгән аяллар вақиәниң җәриянини жирақтин көрүп турди.
Luke UyCyr 23:50  Йәһудийә өлкисидики Араматия дегән шәһәрдин кәлгән Йүсүп исимлиқ бир киши бар еди. У ақ көңүл, дурус адәм болуп, Худаниң Падишалиғиниң намайән болушини интизарлиқ билән күтәтти. У йәһудийларниң алий кеңәшмисиниң әзалиридин бири болсиму, уларниң һәзрити Әйса һәққидики бу қарари вә һәрикәтлиригә қошулмиған еди.
Luke UyCyr 23:51  Йәһудийә өлкисидики Араматия дегән шәһәрдин кәлгән Йүсүп исимлиқ бир киши бар еди. У ақ көңүл, дурус адәм болуп, Худаниң Падишалиғиниң намайән болушини интизарлиқ билән күтәтти. У йәһудийларниң алий кеңәшмисиниң әзалиридин бири болсиму, уларниң һәзрити Әйса һәққидики бу қарари вә һәрикәтлиригә қошулмиған еди.
Luke UyCyr 23:52  Йүсүп һаким Пилатусниң алдиға берип, һәзрити Әйсаниң җәсидини беришни тәләп қилди.
Luke UyCyr 23:53  Пилатус қошулғандин кейин, у җәсәтни чапрас яғачтин чүширип, кәндир рәхт билән кепин­ләп, йеңидин оюлған чоң қорам ташлиқ қәбиргә дәпнә қилди.
Luke UyCyr 23:54  Бу вақиәләр һейтниң һарписида йүз бәргән болуп, дәм алидиған шәнбә күнигә аз қалған еди.
Luke UyCyr 23:55  Шуңа Җәлилийә өлкисидин һәзрити Әйса билән биллә кәлгән аяллар Йүсүп билән биллә берип, қәбирни вә җәсәтниң қандақ қоюлғанлиғини көздин кәчүрди.
Luke UyCyr 23:56  Андин өйли­ригә қайтип берип, җәсәткә чачидиған хуш пурақлиқ буюмлар билән әтирләрни тәйярлиди. Дәм елиш күни, Худаниң әмри бойичә, улар дәм елишти.
Chapter 24
Luke UyCyr 24:1  Йәкшәнбә күни таң йоруш билән тәң, аяллар өзлири тәйярлиған хуш пурақлиқ буюмлирини елип, һәзрити Әйсаниң қәбригә барди.
Luke UyCyr 24:2  Улар қәбирниң ағзидики ташниң домилитиветилгәнлигини көрди.
Luke UyCyr 24:3  Қәбригә кирип қариса, һәзрити Әйсаниң җәсиди йоқ еди!
Luke UyCyr 24:4  Улар көзлиригә ишәнмәй турғинида, тосаттин уларниң йенида кийим­лиридин нур чақнап туридиған икки киши пәйда болди.
Luke UyCyr 24:5  Аяллар интайин алақзадә болуп башлирини йәргә егишти. У периштәләр аялларға: — Силәр немә үчүн тирик Адәмни өлгәнләрниң арисидин издәйси­ләр?
Luke UyCyr 24:6  У бу йәрдә әмәс, У тирилди. У Җәлилийә өлкисидә турған вақтида силәргә немә дегәнлигини әсләп беқиңлар.
Luke UyCyr 24:7  У: «Инсан Оғли яман нийәтлик кишиләрниң қолиға тапшурулиду, чапрас яғачқиму миқлинип өлтүрүлиду. Бирақ үчинчи күни қайта тирилиду», дегән әмәсму?! — деди.
Luke UyCyr 24:8  Улар һәзрити Әйсаниң раст шундақ дегәнлигини есигә елишип,
Luke UyCyr 24:9  қәбир йенидин қайтишти. Улар көргәнлириниң һәммисини он бир әлчи вә башқа шагиртларға йәткүзди.
Luke UyCyr 24:10  Бу ишларни әлчиләргә йәткүзгүчи аяллар — мәҗдәллик Мәрийәм, Йоанна, Яқупниң аниси Мәрийәм вә башқа аяллар еди.
Luke UyCyr 24:11  Лекин әлчиләр бу аялларниң ейтқан­лирини қуруқ гәп дәп қарап, уларниң сөзлиригә ишәнмиди.
Luke UyCyr 24:12  Бирақ Петрус орнидин туруп, мазарға жүгрәп берип, қәбирниң ичигә қари­ғи­нида, һелиқи кәндир кепиндин башқа һеч нәрсә көрмиди. Уму бу ишларға интайин һәйран болуп қайтип кәтти.
Luke UyCyr 24:13  Шу күни шагиртлардин иккиси Йерусалимдин он бир чақирим жирақлиқтики Емаюс дегән йезиға барди.
Luke UyCyr 24:14  Улар йол бойи йеқинда йүз бәргән вақиәләр тоғрисида сөзлишип кетивататти.
Luke UyCyr 24:15  Дәл шу чағда һәзрити Әйса Өзи уларға йеқинлап келип, улар билән биллә маңди.
Luke UyCyr 24:16  Улар һәзрити Әйсани көргән болсиму, қандақтур Уни тонушқа қурби йәтмиди.
Luke UyCyr 24:17  — Немә тоғрилиқ параңлишип кетиватисиләр? — дәп сориди һәзрити Әйса улардин. Улар қайғулуқ һалда қәдимини тохтатти.
Luke UyCyr 24:18  Улардин Клиёпас исим­лиқ бири һәзрити Әйсадин: — Сәнзә Йерусалимда турупму, йеқинда йүз бәргән вақиәләрдин қилчә хәвириң йоқму немә? — дәп сориди.
Luke UyCyr 24:19  — Немә вақиә екән? — деди һәзрити Әйса. — Насирәлик Әйсаниң вақиәсичу! — деди улар, — У Худаниң алдидиму, хәлиқниң алдидиму сөз-һәрикәтлириниң күчи бар бир Пәйғәм­бәр еди.
Luke UyCyr 24:20  Алий роһанийлар вә ақсақаллиримиз Уни һаким Пилатусқа тутуп апирип, өлүм җазасиға һөкүм қилдуруп, чапрас яғачқа миқлатти.
Luke UyCyr 24:21  Биз әслидә Уни исраилларға азатлиқ елип келиди­ған киши, дәп интизарлиқ билән күтүп кәлгән едуқ. Бирақ мундақ болмай, һазир Униң аләмдин өткинигә үч күн болди.
Luke UyCyr 24:22  Лекин қизиқ йери шуки, бүгүн әтигәндә аримиздики бир нәччә аял бизни алақзадә қилип, бизгә мундақ бир хәвәрни йәткүзди: улар сәһәрдә қәбиргә берип қариса,
Luke UyCyr 24:23  һәзрити Әйсаниң җәсиди көрүнмәпту! Периштәләр уларға көрүнүп, һәзрити Әйсаниң қайта тирилгәнлигини ейтипту.
Luke UyCyr 24:24  Буниң билән биздин бир нәччә адәм қәбиргә берип, әһвалниң аялларниң ейтқинидәк екәнлигини, һәзрити Әйсаниң җәсидиниң дәрвәқә йоқ турғанлиғини көрүп кәлди.
Luke UyCyr 24:25  Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Әй наданлар! Пәйғәмбәрләрниң ейтқан сөзлиригә неманчә тәстә ишинисиләр?
Luke UyCyr 24:26  Қутқазғучи-Мәсиһ Худаниң шан-шәривигә еришиш­тин бурун, мана шу җәбир-җапаларни бешидин кәчүрүши керәк әмәсмиди?
Luke UyCyr 24:27  Андин У Муқәддәс Язмиларда Муса вә башқа барлиқ пәйғәм­бәрләрниң Өзи һәққидә алдин-ала йезилғанлирини уларға сөзләп чүшәндүрди.
Luke UyCyr 24:28  Улар баридиған йезисиға йеқинлашқанда, һәзрити Әйса сәпирини йәнә давамлаштуридиғандәк туратти.
Luke UyCyr 24:29  Улар Уни тутувелип: — Күн олтарди. Һели қараңғу чүшиду. Биз билән биллә қонуп қелиң, — дәп өтүнди. Һәзрити Әйса улар билән қонмақчи болуп өйгә кирди.
Luke UyCyr 24:30  Улар тамақ­қа олтарғанда, һәзрити Әйса нанни қолиға елип, Худаға шүкүр ейтти, андин нанни уштуп уларға сунди.
Luke UyCyr 24:31  Шу чағда уларниң көзлири ечилғандәк болуп, һәзрити Әйсани тониди, лекин У уштумтут ғайип болди.
Luke UyCyr 24:32  Улар бир-биригә: — У йолда биз билән параңлишип, Муқәддәс Язмиларни чүшәндүр­гәндә, қәлбимиз гоя оттәк янмидиму?! — дейишти.
Luke UyCyr 24:33  Улар дәрһал йолға чиқип, Йерусалимға қайтип кәлди. У йәрдә башқа әлчиләр вә шагиртларниң бир йәргә жиғилип: «Рәббимиз раст тирилипту. У Симунға көрүнүпту!», дейишиватқанлиғини аңлиди.
Luke UyCyr 24:34  Улар дәрһал йолға чиқип, Йерусалимға қайтип кәлди. У йәрдә башқа әлчиләр вә шагиртларниң бир йәргә жиғилип: «Рәббимиз раст тирилипту. У Симунға көрүнүпту!», дейишиватқанлиғини аңлиди.
Luke UyCyr 24:35  Шуниң билән бу иккисиму йолда йүз бәргән ишларни вә һәзрити Әйса нанни уштуватқанда өзлириниң Уни қандақ тонуп қалғанлиғини көпчиликкә сөзләп бәрди.
Luke UyCyr 24:36  Шагиртлар бу вақиә үстидә сөзлишиватқанда, тосаттин һәзрити Әйса Өзи уларниң арисида пәйда болуп: — Силәргә аманлиқ болсун, — деди.
Luke UyCyr 24:37  Улар бирәр роһни учраттуқму немә дәп, алақзадә болушуп кәтти.
Luke UyCyr 24:38  Һәзрити Әйса уларға: — Немигә шунчә қорқушуп кәттиңлар? Немидин гуманлинисиләр?
Luke UyCyr 24:39  Қолум билән путумға қарап беқиңлар! Бу Мән! Тутуп бақсаңлар билисиләр, роһниң гөш-устихини йоқ. Қараңлар, Мениң бар, — деди.
Luke UyCyr 24:40  Һәзрити Әйса шундақ дегәч пут-қолини көрсәтти.
Luke UyCyr 24:41  Улар йәнила ишәнмәй, бир хуш болса, бир һәйран болушуп туратти. Шуниң билән һәзрити Әйса улардин: — Силәрдә йәйдиған нәрсә барму? — дәп сориди.
Luke UyCyr 24:42  Улар бир парчә белиқ кавивини сунуведи,
Luke UyCyr 24:43  һәзрити Әйса елип уларниң алдида йеди.
Luke UyCyr 24:44  Андин уларға мундақ деди: — Бу ишларниң һәммисини Мән илгири силәр билән биллә болған вақтимда ейтқан едим. Мән: «Муса хатирилигән Тәврат, башқа Пәйғәмбәрләрниң Язмилири вә Зәбурда баян қилинған Маңа даир ишларниң һәммиси чоқум әмәлгә ашурулиду», дегән әмәсму?
Luke UyCyr 24:45  Шуниңдин кейин һәзрити Әйса уларниң Муқәддәс Язмиларни чүшиниши үчүн уларниң зеһнини ечип,
Luke UyCyr 24:46  мундақ деди: — Муқәддәс Язмиларда алдин-ала мундақ хатириләнгән: Қутқазғучи-Мәсиһ азап чекип, өлтүрүлүп, үчинчи күни өлүмдин тирилиду.
Luke UyCyr 24:47  «Гуналириға товва қилғанларниң һәммиси У арқилиқ кәчүрүм қилиниду», дегән Хуш Хәвәр Йерусалимдин башлап пүтүн әлләргә тарқитилиду.
Luke UyCyr 24:48  Силәр әнди бу вақиәләрниң гувачилири болисиләр.
Luke UyCyr 24:49  Атам беримән дәп вәдә қилған Муқәддәс Роһни силәргә ата қилимән. Бирақ силәр асмандин кәлгән Муқәддәс Роһниң күч-қудритигә толтурулғичә, Йерусалимда күтүп туруңлар.
Luke UyCyr 24:50  Һәзрити Әйса уларни Йерусалимниң сиртидики Бәйтания йезиси­ғичә башлап барди вә қоллирини көтирип уларға бәхит тилиди.
Luke UyCyr 24:51  У бәхит тиләветип, улардин айрилип асманға көтирилди.
Luke UyCyr 24:52  Шагиртлар һәзрити Әйсаға ибадәт қилишти вә интайин хошал-хорамлиқ ичидә Йерусалимға қайтип келип,
Luke UyCyr 24:53  һемишәм мәркизий ибадәтханида Худаға мәдһийә ейтип турди.