PSALMS
Up
1
2
3
4
5
6
7
8
9
10
11
12
13
14
15
16
17
18
19
20
21
22
23
24
25
26
27
28
29
30
31
32
33
34
35
36
37
38
39
40
41
42
43
44
45
46
47
48
49
50
51
52
53
54
55
56
57
58
59
60
61
62
63
64
65
66
67
68
69
70
71
72
73
74
75
76
77
78
79
80
81
82
83
84
85
86
87
88
89
90
91
92
93
94
95
96
97
98
99
100
101
102
103
104
105
106
107
108
109
110
111
112
113
114
115
116
117
118
119
120
121
122
123
124
125
126
127
128
129
130
131
132
133
134
135
136
137
138
139
140
141
142
143
144
145
146
147
148
149
150
Chapter 1
| Psal | UyCyr | 1:1 | Нәқәдәр бәхитлик һә! Яманларниң мәслиһитигә кирмигүчи, Гунакарларниң йолида маңмиғучи, Мәсқиричиләр арисида жүрмигүчи. | |
| Psal | UyCyr | 1:2 | Пәрвәрдигарниң тәлимлиридин шатлиқ тапиду улар, Кечә-күндүз шу тәлимләр һәққидә пикир қилар. | |
| Psal | UyCyr | 1:3 | У гоя дәрәқтур тикилгән ериқ бойиға, Өз пәслидә мевиләрни берип турар. Солашмас әсла йопурмақлири, Һәммә ишлири оңушлуқ болар. | |
Chapter 2
| Psal | UyCyr | 2:2 | Сәп түзүшүп җаһандики падишалар, Ора колишип бирликтә һөкүмдарлар, Пәрвәрдигар вә У таллиған падишаға қарши турар. | |
| Psal | UyCyr | 2:3 | Дәйду улар: «Үзүп ташлап улар салған кишәнләрни, Чөрүветәйли бойнумиздики сиртмақларни». | |
| Psal | UyCyr | 2:7 | Елан қилай Пәрвәрдигарниң пәрманини, Деди У маңа: «Сән Мениң оғлумсән, Җакалидим бүгүн сениң Атаң екәнлигимни. | |
| Psal | UyCyr | 2:9 | Төмүр калтәк билән вәйран қилисән қаршилашқанларни, Сапал қачини чаққандәк парә-парә қилисән уларни». | |
Chapter 3
| Psal | UyCyr | 3:5 | Пәрият қилған едим жуқури авазда Пәрвәрдигарға, У җавап бәрди муқәддәс Сион теғидин маңа. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 3:6 | Сақлиғач мени Худа Өз панайида, Ятсам кетимән хатирҗәм уйқуға, Теч-аман ойғинимән йәнә таңда. | |
| Psal | UyCyr | 3:8 | Әй Пәрвәрдигар, ярдәмгә кәлгин, Әй Илаһим, мени қутқузғин. Йүзлиригә урисән дүшмәнлиримниң, Чишлирини сундурисән яманларниң. | |
Chapter 4
| Psal | UyCyr | 4:2 | Җавап бәргин, налә қилсам Саңа, Еһ мени һимайә қилғучи Худа. Мени азат қилған едиң азапта қалғинимда, Аңлиғин дуайимни йәнә рәһим қилип маңа. | |
| Psal | UyCyr | 4:3 | Әй инсан балилири, Қачанғичә дәпсәндә қилисиләр мениң иззәт-һөрмитимни, Қачанғичә қәдирләйсиләр асассиз шикайәтләрни, Қачанғичә тоқуп чиқисиләр маңа қарши ялғанчилиқларни? Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 4:5 | Худадин қорқуңлар, гуна қилмаңлар! Җим-җит йетип орнуңларда, Буни чоңқур ойлиниңлар! Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 4:7 | Сорайду нурғун кишиләр: Яхшилиқ қилар ким бизгә? Еһ Пәрвәрдигар, чүшәргин Җамалиңниң нурини үстимизгә. | |
Chapter 5
| Psal | UyCyr | 5:4 | Еһ Пәрвәрдигар, аңлайсән сәһәрдә авазимни, Таң билән тәң илтиҗа қилип күтимән җававиңни. | |
| Psal | UyCyr | 5:8 | Шундақ, мән киримән Сениң өйүңгә, Чәксиз, мәңгүлүк муһәббитиң болғач маңа. Сәҗдә қилимән муқәддәс ибадәтханаңда, Ихласим бардур Саңа. | |
| Psal | UyCyr | 5:9 | Әй Пәрвәрдигар, башлиғин мени һәққанийлиғиңда, Чүнки пайлап жүрәр дүшмәнлирим әтрапимда. Рошән қилғин Өз йолуңни алдимда. | |
| Psal | UyCyr | 5:10 | Сәмимийлик йоқтур уларниң еғизлирида, Яманлиқ чирмавалғандур диллирини, Очуқ қәбир кәбидур еғизлири, Хошамәткә толғандур тиллири. | |
| Psal | UyCyr | 5:11 | Әй Худа, бәкиткәйсән уларниң гуналирини, Өзи колиған орида көрсун улар өзлирини. Бойсунмиғачқа улар Саңа, Көп гунаға патти улар, қоғлавәткин уларни. | |
| Psal | UyCyr | 5:12 | Амма Сәндин хурсән болсун панайиңға еришкәнләр, Улар дайим шатлинип, яңратсун нахша-күйләр. Сән алғайсән уларни қанитиңниң астиға, Шу вақитта Сениңдин шатлиниду Сени сөйгәнләр. | |
Chapter 6
| Psal | UyCyr | 6:3 | Әй Пәрвәрдигар, рәһим қил маңа, Аҗизлишип кәттим қәвәтла. Әй Пәрвәрдигар, шипалиқ бәргин маңа, Бошишип кәтти устиханлирим бирақла. | |
| Psal | UyCyr | 6:7 | Һеч мағдирим қалмиди налә-пәрият қилип Саңа, Көз йешим дәрия болур һәр кечиси орнумда. | |
Chapter 7
| Psal | UyCyr | 7:2 | Әй Егәм Пәрвәрдигар, тапимән пана Сәндин, Халас қилип барлиқ дүшмәнлиримдин, Қутқузғайсән мени қоғлап жүргәнләрдин. | |
| Psal | UyCyr | 7:4 | Әй Пәрвәрдигарим, қилған болсам бирәр яманлиқни, Булғиған болсам наһәқ ишлар билән қоллиримни, | |
| Psal | UyCyr | 7:6 | Дүшминим тутувалсун қоғлап мени, Җенимни алсун улар чәйләп тенимни, Йәр билән йәксән қилсун иззитимни. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 7:7 | Әй Пәрвәрдигар, ғәзәпләнгин, сүкүт қилма, Қарши чиққин қәһәрлик дүшмәнлиримгә, әй Худа, Мән үчүн ойғанғин, уларни тартқин сотқа, Сән бәкиткән һөкүмни ада қилғин уларға. | |
| Psal | UyCyr | 7:9 | Пәрвәрдигар сот ачар хәлиқләргә, Әй Пәрвәрдигар, қилғайсән һөкүм Лайиқ һалда һәққаний, пак-диянитимгә. | |
| Psal | UyCyr | 7:10 | Ахирлаштурғин яманларниң ишлирини, Тәврәнмәс қилғин һәққанийларни, Әй һәққаний Худа, синиғучисән қәлбләрни. | |
| Psal | UyCyr | 7:15 | Яман киши гунаға һамилдар болар, Қосиғи аччиқ зәһәргә толар, Туққан балиси ялғанчи болар. | |
| Psal | UyCyr | 7:17 | Ким яманлиқ қилса башқиларға, Йенип келәр өз бешиға. Ким зулум салса башқиларға, Йенип келәр өз бешиға. | |
Chapter 8
| Psal | UyCyr | 8:2 | Әй Рәббимиз Пәрвәрдигар, Шунчә һәйвәт намиң бар йәр йүзидә, Шәривиңни намайән қилдиң асман-пәләктә. | |
| Psal | UyCyr | 8:3 | Балилар вә бовақларниң тиллирида мәдһийиләттиң Өзәңни, Жумуш үчүн дүшмән вә қисасчиларниң еғизлирини. | |
| Psal | UyCyr | 8:4 | Қарисам мән бармақлириң иҗат қилған асманға — Көккә орунлаштуруп қойған юлтузларға вә айға, | |
| Psal | UyCyr | 8:5 | Дәймән: инсан немә еди, Сән уни яд әткүдәк? Адәм нәсли немә еди, шунчә көңүл бөлгүдәк? | |
| Psal | UyCyr | 8:6 | Пәриштиләрдин азирақла төвән қилдиң орнини, Кийдүрдүң Сән униңға шан-шөһрәтниң таҗини. | |
Chapter 9
| Psal | UyCyr | 9:7 | Дүшмәнләр вәйран болди та әбәткә, Айлинип шәһәрлири харабиликкә. Қалмиди у җайларниң намлири тарих бетидә. | |
| Psal | UyCyr | 9:11 | Сениң пәзиләтлириңни билгәнләр Ишәнчисини бағлар Саңа, Чүнки рәт қилмайсән Саңа тәлпүнгәнләрни, әй Худа. | |
| Psal | UyCyr | 9:12 | Күйләңлар Сионда һөкүм сүргән Пәрвәрдигарни, Баян әйләп әлләр ара Униң бүйүк әҗрини. | |
| Psal | UyCyr | 9:13 | Чүнки У алғучидур төкүлгән қанниң һесавини, Яд етип бечариләрни, унтумас уларниң пәриядини. | |
| Psal | UyCyr | 9:14 | Әй Пәрвәрдигар, шәпқитиңни көрситип маңа, Қутқуз мени өлүмниң гирдавидин. Қариғин, өчмәнләрниң маңа салған азавиға. | |
| Psal | UyCyr | 9:15 | Баян әйләй қудритиңни хәлиқниң алдида, Сион шәһириниң дәрвазилирида. Ниҗатлиғиңдин чөмүләй шатлиққа. | |
| Psal | UyCyr | 9:17 | Һөкүми билән тонутти Өзини Пәрвәрдигар, Яманлиқлири билән чирмишип қалди яманлар. Хиггаон Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 9:19 | Мәңгүлүк унтулуп кәтмәс бу дунияниң йоқсуллири, Әмәлгә ашмай қалмас езилгәнләрниң арзулири. | |
| Psal | UyCyr | 9:21 | Әй Пәрвәрдигар, қорқунучқа салғин уларни, Билип йәтсун улар пәқәтла бәндә екәнлигини. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 9:22 | Әй Пәрвәрдигар, нечүн мәндин қечип турисән жирақта, Нечүн мәндин йошурисән Өзәңни күн чүшкәндә бешимға? | |
| Psal | UyCyr | 9:23 | Яманлар тәкәббурлуқта салмақта зулум аҗизларға, Аҗизлар чүшүп қалмақта уларниң қапқанлириға. | |
| Psal | UyCyr | 9:24 | Яманлар көзгә илмас Пәрвәрдигарни, Пәхирлинип улар һәвәслиридин, Махтап учурар ач көзләрни. | |
| Psal | UyCyr | 9:26 | Оңушлуқ болар уларниң йоллири һемишәм, Худа һөкүминиң бешиға келишини алмай нәзәргә, Мәғрур һалда күләр дүшмәнлиригә. | |
| Psal | UyCyr | 9:29 | Мөкүп туруп мәһәллиләрниң йошурун җайлирида, Гунасизларни өлтүрәр туюқсизла, Тикилгәндур көзлири панасизларға. | |
| Psal | UyCyr | 9:30 | Чатқаллиқта мөкүп турған шир кәби улар, Пайлап турар тутушқа аҗизларни, Чүширип қилтақлириға, тутувалар уларни. | |
| Psal | UyCyr | 9:32 | Дәр яманлар көңүллиридә: «Унтуп қалди Худа бизни, Нәзәр салмайду һәргиз бизгә, жумувалғандур көзлирини». | |
| Psal | UyCyr | 9:34 | Нечүн яманлар көзгә илмас, әй Худа, Сени, Нечүн көңүллиридә дәр: «Җазалимайду Худа мени». | |
| Psal | UyCyr | 9:35 | Билимиз, көрүп турисән буларни, Уларниң зиянкәшлик, зулумлириға Ташлап туруватисән нәзириңни, Алисән яманларни һаман алиқиниңға. Панасизлар өзлирини тапшурар Саңа, Ярдәм қилғучисән житим-йесирларға. | |
| Psal | UyCyr | 9:36 | Сундурғайсән рәзил вә яманларниң биләклирини, Яманлиқлири йоқалғичә җазалиғайсән уларни. | |
| Psal | UyCyr | 9:38 | Әй Пәрвәрдигар, қулақ салисән езилгәнләрниң хаһишлириға, Қувәт берисән уларниң жүрәклиригә. Көңүл бөлүп турисән дуа-тилавәтлиригә. | |
Chapter 10
| Psal | UyCyr | 10:1 | Паналиқ тапқан турсам Пәрвәрдигарда, «Қушқач кәби учуп кәт өз теғиңға» Дегиниңлар немиси маңа! | |
| Psal | UyCyr | 10:2 | Мана яманлар тартип оқ-ярини, Тәйяр қилди селип оқини, Йошурун атмақчи болуп яхшини. | |
| Psal | UyCyr | 10:4 | Пәрвәрдигарниң тәхти асмандидур, У турар муқәддәс дәргаһида. Күзитип турар У һәммә инсанларни, Диққәт билән тикилгәндур көзлири инсанларға. | |
Chapter 11
| Psal | UyCyr | 11:2 | Қутулдурғин, әй Пәрвәрдигар, Түгәп кәтти садақәтмәнләр, Қалмиди Саңа садиқ инсанлар. | |
| Psal | UyCyr | 11:4 | Дәйду улар: «Тилимиз билән ғалип келимиз, Өзимизниңкидур ағзимиз, Кимму болалатти ғоҗимиз?!» Пәрвәрдигар етивәткәй хошамәтчиләрниң еғизлирини, Кесивәткәй һәм почиларниң тиллирини. | |
| Psal | UyCyr | 11:5 | Дәйду улар: «Тилимиз билән ғалип келимиз, Өзимизниңкидур ағзимиз, Кимму болалатти ғоҗимиз?!» Пәрвәрдигар етивәткәй хошамәтчиләрниң еғизлирини, Кесивәткәй һәм почиларниң тиллирини. | |
| Psal | UyCyr | 11:6 | «Мән барай», дәйду Худа: «Зулум тартқач езилгәнләр, Налә қилғач мискинләр, Йәткүзәй уларни Тәшна болған аманлиғиға». | |
| Psal | UyCyr | 11:8 | Әй Пәрвәрдигар, қоғдиғайсән мискинләрни, Мәңгү қоғдиғайсән бу дәвирдикиләрдин бизни. | |
Chapter 12
| Psal | UyCyr | 12:4 | Әй Егәм Пәрвәрдигар, җавап бәргин нәзириңни селип маңа, Нурландурғин көзлиримни, болмиса кетәрмән мәңгүлүк уйқиға. | |
| Psal | UyCyr | 12:5 | Әгәр көзлирим жумулса хуш болар дүшмәнлирим, «Мән униңдин ғалип кәлдим» дейишәр дүшмәнлирим. | |
Chapter 13
| Psal | UyCyr | 13:1 | Ахмақлар көңүллиридә дейишәр «йоқтур Худа». Жиркиничлик, яман болуп қилмишлири, Маңмиғандур уларниң бирсиму тоғра йолда. | |
| Psal | UyCyr | 13:4 | Чүшәнмәсму әҗәва қилмишлирини яманлар?! Улар мениң хәлқимни нан йегәндәк йәп жутар, Пәрвәрдигарға ибадәт қилмас әсла улар. | |
Chapter 14
| Psal | UyCyr | 14:1 | Әй Пәрвәрдигар, ким кирәләр муқәддәс чедириңға, Ким Саңа ибадәт қилалар муқәддәс Сион теғиңда? | |
| Psal | UyCyr | 14:2 | Ибадәт қилалар у йәрдә: Тоғра йолда маңидиғанлар, Һәққаний иш қилидиғанлар, Һәқиқәтни чин дилидин сөзләйдиғанлар, | |
| Psal | UyCyr | 14:3 | Башқиларға қара чаплимайдиғанлар, Достиға яманлиқ қилмайдиғанлар, Хошнисиға һақарәт қилмайдиғанлар. | |
| Psal | UyCyr | 14:4 | Пәскәшләрдин жиркинидиғанлар, Ихласмәнләрни һөрмәтләйдиғанлар, Зиян тартсиму вәдисидә туридиғанлар. | |
Chapter 15
| Psal | UyCyr | 15:4 | Кимки чоқунмақ болса ғәйри илаһларға, Ашар униң дәртлири қәвәтла. Қурванлиқ қилмасмән атап уларға, Алмасмән намлирини һәтта тилимға. | |
| Psal | UyCyr | 15:7 | Һәмдусана ейтимән нәсиһәтчим Пәрвәрдигарға, Кечидиму тоғра йолни көрситәр қәлбим маңа. | |
| Psal | UyCyr | 15:9 | Шуңа роһум шатлиқта, хошаллиқ бар қәлбимдә, Бехәтәрлик-аманлиқ бәрдиң мениң тенимгә. | |
| Psal | UyCyr | 15:10 | Билимән, ташлап қоймайсән мени гөр ичигә, Йол қоймайсән вападариңниң тениниң чиришигә. | |
Chapter 16
| Psal | UyCyr | 16:1 | Әй Пәрвәрдигар, Қулақ салғин Саңа қилған давайимға, Етивар қилғин мениң налә-пәриядимға, Көңүл қойғин чин, сәмимий дуайимға. | |
| Psal | UyCyr | 16:3 | Синап мениң қәлбимни, Күзитип кечидә хиялимни, Тәкшүрүп баққан болсаңму мени, Тапалмидиң һечбир әйипни. Чиң жумай, дәп ойлидим ағзимни. | |
| Psal | UyCyr | 16:4 | Әла билип Сениң тәлимлириңни, Зораванларниң йолидин тарттим өзәмни, Жуқтурмидим яманларниң қилмишлирини. | |
| Psal | UyCyr | 16:6 | Әй Егәм, илтиҗа қилдим Саңа, Җавап бәргәчкә Сән маңа. Бөлүп маңа диққитиңни, Тиңшиғин сөзлиримни. | |
| Psal | UyCyr | 16:7 | Маңа бәхит әткин мәңгүлүк муһәббитиңни, Әй Өзәңгә таянғанларниң Ниҗаткари, Һуҗумға қалғанларниң қудрәтлик Қутқазғучиси. | |
| Psal | UyCyr | 16:8 | Көз қаричуғуңдәк асриғин мени, Мени һалак қилмақчи болған яманлардин. Қанатлириң астиға йошурғин мени, Қоршавалған әшәддий дүшмәнлиримдин. | |
| Psal | UyCyr | 16:9 | Көз қаричуғуңдәк асриғин мени, Мени һалак қилмақчи болған яманлардин. Қанатлириң астиға йошурғин мени, Қоршавалған әшәддий дүшмәнлиримдин. | |
| Psal | UyCyr | 16:13 | Өтүнәй Худа, алдини тосап уларниң, Қиличиң билән тиз пүктүрүп уларни, Қутқузғин яманлардин җенимни. | |
| Psal | UyCyr | 16:14 | Әй Пәрвәрдигар, қутқуз мени Өз қолуң билән Бу паний дуниядики яманлардин. Пәқәт мошу дуниядидур уларниң несивиси, Немәтлириң билән тояр уларниң қосиғи. Пәрзәнтлири билән қанаәт тапар көңүллири, Балилириға қалдурар улар мал-мүлкини. | |
Chapter 17
| Psal | UyCyr | 17:3 | Қорам тешим, қорғиним, ниҗаткарим Пәрвәрдигардур, Маңа пана болидиған гигант теғим, башпанайим, Қалқиним, йеңилмәс қутқузғучим Худайимдур. | |
| Psal | UyCyr | 17:4 | Илтиҗа қилсам мәдһийиләр Егиси Пәрвәрдигарға, Дүшмәнлирим қоллиридин қутқузилармән шундила. | |
| Psal | UyCyr | 17:7 | Еғир азап ара илтиҗа қилдим Пәрвәрдигарға, Ярдәм тәләп қилдим пәрият көтирип Худайимға. Авазимни аңлиди Пәрвәрдигар дәргаһида, Аһу-зарим йетип барди Униң қулиғиға. | |
| Psal | UyCyr | 17:8 | Шу чағ зимин силкинип, йәр тәвриди, Тағларниң һули титирәп мидирлиди, Чүнки Худа дәрғәзәпкә кәлгән еди. | |
| Psal | UyCyr | 17:9 | Чиқти Худаниң бурнидин ис-түтәкләр, Етилди Худаниң ағзидин от-лавилар, Лавулдап көйәтти һәтта қип-қизил чоғлар. | |
| Psal | UyCyr | 17:13 | Йорутқан еди алдини парлақ нури, Яғдуруп мөлдүр вә қип-қизил чоғларни, Парчилиди қап-қара булутларни. | |
| Psal | UyCyr | 17:14 | Пәрвәрдигарниң авази гүлдүрләп асманда Яңритип авазини улуқ Худа, Яғдурди мөлдүр вә қип-қизил чоғлар. | |
| Psal | UyCyr | 17:15 | Тарқитивәтти Худа дүшмәнлирини яғдуруп оқлирини, Чақмақлар чақтуруп тери-перәң қилип уларни. | |
| Psal | UyCyr | 17:16 | Әй Пәрвәрдигар, әйиплишиңдин, Ғәзәплик тиниғиңниң зәрбисидин, Көрүнүп қалди деңизниң теги, Ечилип қалди зиминниң һули. | |
| Psal | UyCyr | 17:18 | Қутқузди мени вәһший дүшминимдин, Маңа өч болғанлардин, Чүнки улар күчлүк еди мәндин. | |
| Psal | UyCyr | 17:22 | Чүнки меңип кәлдим Пәрвәрдигарниң йолида, Яманлиқ қилип, сатқунлуқ қилмидим Худайимға. | |
| Psal | UyCyr | 17:23 | Көз алдимда болди дайим Униң барлиқ һөкүмлири, Бир яққа қайрип қоймидим һәм Униң пәрманлирини. | |
| Psal | UyCyr | 17:29 | Пәрвәрдигар, һаятлиқ чириғимни яққучисән, Илаһим, зулмитимни йоруқлуққа айландурисән. | |
| Psal | UyCyr | 17:30 | Саңа тайинип, дүшмән қошуниға һуҗум қилалаймән, Әй Егәм, ярдимиңдә сепилларни һалқип өтәләймән. | |
| Psal | UyCyr | 17:31 | Худаниң йоли мукәммәл йолдур, Униң ейтқан сөзлири һәқиқәттур. Пана издигүчиләргә Худа бир қалқандур. | |
| Psal | UyCyr | 17:32 | «Мәңгү бар болғучидин» башқа кимдур Худа! Егимиздин башқа ким болар қорам таштәк башпана? | |
| Psal | UyCyr | 17:36 | Әй Егәм, бәрдиң маңа ниҗатлиқ қалқиниңни, Оң қолуң йөләп, мулайимлиғиң йүксәк қилди мени. | |
| Psal | UyCyr | 17:40 | Җәңгә бағлидиң күч-қудрәт билән белимни, Баш әгдүрдүң путлиримға маңа һуҗум қилғанларни. | |
| Psal | UyCyr | 17:42 | Улар пәрият көтәрсиму чиқмиди қутқузидиғанлар, Налә қилип ялвурсиму җавап бәрмиди Пәрвәрдигар. | |
| Psal | UyCyr | 17:44 | Хәлиқ билән қаршилиштин хали қилдиң мени. Баш қилған едиң мени ят әлләргә, Қилмақта улар мениң хизмитимни. | |
| Psal | UyCyr | 17:47 | Һаяттур Пәрвәрдигар! У қорам тешимға ейтилсун һәмдусана, Улуқлансун Ниҗаткарим болған Худа! | |
| Psal | UyCyr | 17:49 | Қутқуздуң мени дүшмәнлиримдин, Үстүн қилдиң маңа һуҗум қилғанлардин, Қутулдурдуң һәм зораванлардин. | |
Chapter 18
| Psal | UyCyr | 18:5 | Тивишлири йейилип кәткән тамам йәр йүзигә, Хәвири йетип барғандур җаһанниң чәтлиригә. Қуяш үчүн бир чедир тиккәндур Худа асманға, | |
| Psal | UyCyr | 18:6 | Чиқар ундин қуяш охшап тойи болған оғулға. Шатлинар у охшап гоя жүгрәшкә чиққан палванға. | |
| Psal | UyCyr | 18:7 | Өрлисә у асманниң бир четидин, Барар чөгүләп йәнә бир четигичә, Қачалмас һечнәрсә униң һараритидин. | |
| Psal | UyCyr | 18:8 | Мукәммәлдур Пәрвәрдигарниң тәлимлири, Йеңилар У инсан вуҗудини, Ишәнчликтур Пәрвәрдигарниң пәризлири, Дана қилар наданларни. | |
| Psal | UyCyr | 18:9 | Тоғридур Пәрвәрдигарниң көрсәтмилири, Шатландурар қәлбләрни. Очуқтур Пәрвәрдигарниң әмирлири, Рошән қилар көзләрни. | |
| Psal | UyCyr | 18:10 | Паклиқтур ихлас қилиш Пәрвәрдигарға, Ихласмәнлик давамлишар әбәдийгә. Һәқиқәттур Пәрвәрдигарниң һөкүмлири, Адиллиқ сиңгәндур уларниң һәрбиригә. | |
| Psal | UyCyr | 18:11 | Қиммәттур улар алтундин, һәтта барчә сап алтундин, Шериндур һәсәлдин, һәтта һәрә угисидин тамчиған һәсәлдин. | |
| Psal | UyCyr | 18:13 | Ким билип йетәлисун өзи қилған хаталиқлирини, Билмәй қилған гуналиримдин паклиғин мени. | |
| Psal | UyCyr | 18:14 | Сақлиғайсән бәндәңни билип гуна қилиштин, Һөкүмранлиқ қилмиғай гуна мениң үстүмдин. Әйипсиз болурмән мән шундила, Сақлинимән қилиштин еғир гуна. | |
Chapter 19
| Psal | UyCyr | 19:2 | Азапта қалғиниңда Пәрвәрдигар җавап бәргәй пәриядиңға, Яқупни йетәклигән Худа сақлиғай сени Өз панайида. | |
| Psal | UyCyr | 19:4 | Худаниң ядида болғай атиған һәдийәлириң, Қобул қилинғай һозурида көйдүрмә қурванлиқлириң. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 19:6 | Ериштүргән ғалибәң үчүн чуқан салимиз шатлиқта, Тикләп ғалибә туғимизни Егимизниң намида. У барлиқ илтиҗалириңни кәлтүргәй бәҗа. | |
| Psal | UyCyr | 19:7 | Билдимки, Өзи таллиған падишани қутқузар Худа, Муқәддәс асмандин җавап берип униңға, Зор ғалибә ата қилар қудрәтлик оң қолида. | |
| Psal | UyCyr | 19:8 | Бәзиләр ишинәр җәң һарвулириға, бәзилири атлириға, Амма биз ишинимиз Пәрвәрдигаримизға. | |
Chapter 20
| Psal | UyCyr | 20:6 | Зор шөһрәткә ериштүрди Сән қазандурған ғалибә, Улуқ шәрәпкә еришти у Сениң ярдимиңдә. | |
| Psal | UyCyr | 20:10 | Тонурдики чоғлар кәби көйәр улар, Намайән қилғиниңда ғәзивиңни, Ялмап кетәр от ялқуни — Ғәзәплириң жутар уларни. | |
| Psal | UyCyr | 20:11 | Йоқитарсән йәр йүзидин уларниң әвлатлирини, Қурутарсән инсанийәт дуниясидин нәслини. | |
| Psal | UyCyr | 20:12 | Яманлиқ қилишқа урунсиму улар Саңа, Ойлап чиқсиму һәм һейлә-микир, Амма әмәлгә ашуралмас пәқәтла. | |
Chapter 21
| Psal | UyCyr | 21:2 | Аһ Худайим, Худайим, ташлавәттиң нечүн мени? Қутқузмастин, нечүн жирақ ташлап кәттиң мени? Аңлимайсән нечүн мениң налә-пәриядимни. | |
| Psal | UyCyr | 21:3 | Әй Рәббим, бәрмидиң һечбир җавап налә қилсам күнбойи, Аһ уруп, ярдәм сорап тапмасмән һечбир арам кечилири. | |
| Psal | UyCyr | 21:4 | Лекин Сән шүбһисизки, муқәддәстурсән, Исраилларниң мәдһийисини тәхт қилип олтарғучисән. | |
| Psal | UyCyr | 21:5 | Әҗдатлиримиз бағлиғандур Саңа ишәнчисини, Бағлиди Саңа ишәнчисини, қутулдурдуң уларни. | |
| Psal | UyCyr | 21:6 | Налә-зар қилип Рәббим Саңа аман қалди улар, Саңа ишәнч қилғанлиқтин уятта қалмиди улар. | |
| Psal | UyCyr | 21:7 | Амма мән инсан әмәс, бәлки қурут кәби, Инсанлар арисида хар вә аҗиздурмән, Авам хәлиқ арисида камситилғандурмән. | |
| Psal | UyCyr | 21:8 | Көргәнләрниң һәммиси мазақ қилар мени. Дейишәр пүрүштүрүп еғизлирини, чайқишип башлирини: | |
| Psal | UyCyr | 21:9 | «Пәрвәрдигарға тапшурған әмәсмеди у өзини, Қутқузсун Пәрвәрдигар әнди уни. Әгәр Пәрвәрдигар шатланған болса униңдин, Қени, қутулдуруп бақсун уни!» | |
| Psal | UyCyr | 21:10 | Лекин Сән анамниң қарнидин туғдурдуң мени, Әмчәктики чеғимдила таянчим қилған едим Сени. | |
| Psal | UyCyr | 21:12 | Кәтмигин ташлап мени жираққа, Кәлмәктә қийинчилиқлар қистап мени, Ярдәм қилмас һечким маңа. | |
| Psal | UyCyr | 21:14 | Олҗа талишип һөкүрәватқан ширдәк улар гоя, Еғизлирини йоған ачти һәйвә қилишип маңа. | |
| Psal | UyCyr | 21:15 | Гоя судәк төкүлүп мәндин кәтти қудритим, Өгилиридин аҗрап кәтти устиханлирим, Гоя шам болуп ичимдә ериди жүригим, Үмүтсизликтин йоқалди җасаритим. | |
| Psal | UyCyr | 21:16 | Қуриди күч-мағдирим охшап сапал парчисиға, Чаплишип қалди тилим таңлийимға, Қойдуң мени өлүм тописиға. | |
| Psal | UyCyr | 21:17 | Қоршавға алди мени бир топ яманлар, Әтрапимни оравалди әшу иштлар, Пут-қоллиримни тәшти улар. | |
| Psal | UyCyr | 21:20 | Әй Пәрвәрдигар, мени ташлап кәтмә жираққа, Мәдәткарим Худа, тездин ярдәм қилғин маңа. | |
| Psal | UyCyr | 21:24 | Әй ихласмәнләр Пәрвәрдигарға, Уни мәдһийиләңлар, Әй Яқупниң әвлатлири, Униңға шан-шәрәп кәлтүрүңлар, Әй Исраил әвлатлири, Униңдин әйминиңлар. | |
| Psal | UyCyr | 21:25 | Чүнки У унтуп қалмиди хорланғанларни, Улардин жиркәнмиди һәм йошурмиди Өзини, Бәлки аңлиди уларниң налилирини. | |
| Psal | UyCyr | 21:26 | Мәдһийилиримниң илһамидурсән бүйүк җамаәт арисида, әй Худа, Ада қилай қәсәмлиримни Саңа ихласмәнләрниң алдида. | |
| Psal | UyCyr | 21:27 | Езилгәнләр қанаәтлинәр немәтләрдин, Пәрвәрдигарға тәлпүнгәнләр мәдһийиләр Уни, Худа мәңгү яшнатқай силәрниң қәлбиңларни. | |
| Psal | UyCyr | 21:28 | Йүзлинәр Пәрвәрдигарға яд етип Уни барчә хәлиқләр, Әй Пәрвәрдигар, сәҗдә қилар алдиңда барлиқ қәбилиләр. | |
| Psal | UyCyr | 21:29 | Бәрһәқ, аләмниң падишалиғи тәвәдур Пәрвәрдигарға, У сәлтәнәт жүргүзәр барлиқ милләт, әлләр ара. | |
| Psal | UyCyr | 21:30 | Сәҗдә қилар Пәрвәрдигарға дуниядики гүлләнгән байлар, Тиз пүкәр Униң алдида һәтта гөр ағзиға берип қалғанлар. | |
Chapter 22
| Psal | UyCyr | 22:4 | Өтсәмму гәр өлүм сайиси болған җилғилардин, Өзәң маңа яр болғач қорқмасмән хәтәрләрдин, Һасаң билән тайиғиң халас қилар тәшвишләрдин. | |
| Psal | UyCyr | 22:5 | Дүшмәнлирим алдида дәстихан селип маңа, Әзизләп мени яғ сүркәрсән бешимға, Бәхит шаривим толуп ташар һаят җамимға. | |
Chapter 23
| Psal | UyCyr | 23:1 | Пәрвәрдигарға тәвәдур дуния, униңдики барлиқ мәвҗудат, Йәр йүзи һәм униңда яшиғучи һәммә мәхлуқат. | |
| Psal | UyCyr | 23:2 | Чүнки У деңизлар үстигә қурғандур җаһанни, Чоңқур сулар үстидә мустәһкәм қилғандур уни. | |
| Psal | UyCyr | 23:3 | Пәрвәрдигарниң Сион теғиға кимму чиқалар? Муқәддәс ибадәтханисида кимму ибадәт қилалар? | |
| Psal | UyCyr | 23:4 | Ибадәт қилалар қоли пак, қәлби сап болған, Сахтиға көңүл бәрмигән, Ялғандин қәсәм ичмигән инсан. | |
| Psal | UyCyr | 23:6 | Мошундақ адәмләр тәлпүнәр Худаға, Әй Яқуп етиқат қилған Худа, Тәлпүнгүчиләрдур улар җамалиңға. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 23:7 | Ечилиңлар, әй дәрвазилар, Ечилиңлар, әй әбәдийлик ишикләр! Шавкәтлик Падиша кирип кәлсун. | |
| Psal | UyCyr | 23:8 | Бу шану-шавкәтлик Падиша кимдур? У күчлүк, қудрәтлик Пәрвәрдигардур, У җәң мәйданидики қадир Пәрвәрдигардур. | |
| Psal | UyCyr | 23:9 | Ечилиңлар, әй дәрвазилар, Ечилиңлар, әй әбәдийлик ишикләр! Шавкәтлик Падиша кирип кәлсун. | |
Chapter 24
| Psal | UyCyr | 24:2 | Әй Илаһим, тайинип кәлдим, ишинимән Саңа, Йәргә қаритип шәрмәндә қилма мени, Ғалибә қилғузуп үстүмдин дүшмәнлиримни. | |
| Psal | UyCyr | 24:5 | Тәлим бәр маңа, һәқиқитиң башлисун мени, Чүнки Сән Қутқазғучи Илаһимсән, Күн бойи Саңа үмүт бағлиғанмән. | |
| Psal | UyCyr | 24:7 | Әй Пәрвәрдигар, есиңдә тутмиғин Өсмүрлүктә өткүзгән гуна вә әйиплиримни, Мәңгүлүк муһәббитиңдә яд әткин мени, Көрситип маңа меһриванлиғиңни. | |
| Psal | UyCyr | 24:10 | Тоғра йолға муһәббити вә садақити билән башлар, Келишими вә әмирлиригә риайә қилғучиларни Пәрвәрдигар. | |
| Psal | UyCyr | 24:11 | Әй Пәрвәрдигар, қилип Өз намиңниң һөрмитини, Гуналирим көп болсиму кәчүрүм қилғин мени. | |
Chapter 25
| Psal | UyCyr | 25:3 | Аян болғач мәңгүлүк муһәббитиң көз алдимда, Меңип кәлдим Сән көрсәткән һәқиқәт йолуңда. | |
| Psal | UyCyr | 25:6 | Әй Пәрвәрдигар, пак қәлбтә жуярмән қоллиримни, Айлинармән андин Сениң қурванлиқ супаңни. | |
Chapter 26
| Psal | UyCyr | 26:1 | Ниҗатлиғим вә нурум турса Пәрвәрдигар, Мән йәнә кимләрдин қорқуп яшай? Һаятимниң қорғини турса Пәрвәрдигар, Йәнә кимләр алдида титирәп турай? | |
| Psal | UyCyr | 26:2 | Рәқиплирим, дүшмәнлирим путлишип чүшти дүм, Гөшүмни йемәк болуп маңа қилғанда һуҗум. | |
| Psal | UyCyr | 26:3 | Яв ләшкәрлири алсиму мени қоршавға, Қорқунуч болмас қәлбимдә әсла. Атлансиму улар маңа қарши җәңгә, Тәврәнмәс ишәнчим бардур йәнила. | |
| Psal | UyCyr | 26:4 | Өтүнимән Пәрвәрдигардин бир ишни, Ейтай йәни хаһишимни: «Яшап бир өмүр Пәрвәрдигарниң өйидә, Қансам Униң гөзәл һөснигә, Тәпәккүр қилалисам Егәм һәққидә». | |
| Psal | UyCyr | 26:5 | Еғир күнләр кәлгинидә бешимға, Алар У мени сайивини астиға. Чиқирип мени паналинидиған егиз җайға, Йошуруп қояр муқәддәс чедириға. | |
| Psal | UyCyr | 26:6 | Әнди қәддим көтирилди дүшмәнлирим алдида. Шатлиқ билән алқишлап Пәрвәрдигарни, Қилармән қурванлиқ Худаниң чедирида, Уни күйләймән яңритип нәғмә-нава. | |
| Psal | UyCyr | 26:7 | Әй Пәрвәрдигар, аңлиғайсән авазимни қилсам дуа, Көрсәткәйсән илтипат җавап берип маңа. | |
| Psal | UyCyr | 26:9 | Қачурмиғин мениңдин дидариңни, Ташлимиғин ғәзивиңдә мән қулуңни. Болуп кәлдиң, әй Худа, мәдәткарим, Рәт қилма, ташлима мени Ниҗаткарим. | |
| Psal | UyCyr | 26:11 | Әй Пәрвәрдигар, һәқ йолуңни үгәт маңа, Башла мени һәққанийәт йолуңға, Чүнки бардур дүшмәнлирим әтрапимда. | |
| Psal | UyCyr | 26:12 | Ташлап қойма дүшмәнлиримниң мәйлигә мени, Башлиди бу сахта гувачилар маңа қарши һуҗумни, Шунчә явуз, зәһәрдур уларниң тиллири. | |
| Psal | UyCyr | 26:13 | Йоқитар едим өзәмни әгәр ишәнчим болмиса Көрүшкә Пәрвәрдигарниң меһриванлиғини бу дунияда. | |
Chapter 27
| Psal | UyCyr | 27:1 | Әй Пәрвәрдигар, илтиҗа қилимән Саңа, Әй қорам тешим, қулақ салмай қоймиғин маңа. Әгәр җим турувелип бәрмисәң җавап, Қалармән гоя гөрдики мурдиға охшап. | |
| Psal | UyCyr | 27:2 | Муқәддәс җайиң тәрәпкә қилип йүзүмни, Көтирип туруп қолумни, баян қилсам дәрдимни, Аңлиғин, Саңа қилған өтүнүшүмни. | |
| Psal | UyCyr | 27:3 | Яманлиқ қилғучилар, явузлар қатариға, Чүширип қоймиғин мени әсла, Достанә болсиму улар хошнилириға, Яманлиқ ойлар диллирида. | |
| Psal | UyCyr | 27:4 | Җазалиғайсән уларни қилмишлириға қарап, Қилған яманлиқлирини һесаплап. Қайтуруп бәргин әмәллиригә лайиқ җаза, Қоллириниң қилғанлирини санап. | |
| Psal | UyCyr | 27:5 | Пәрвәрдигар вәйран қилар яманларни, Әслигә кәлтүрмәс қайтидин уларни. Чүнки улар көзгә илмас Худаниң әҗрини, Писәң қилмас Униң яратқанлирини. | |
| Psal | UyCyr | 27:7 | Қудритим вә қалқинимдур Пәрвәрдигар, Ярдимигә ериштим ишәнч бағлап Униңға. Шуңа мән шатлинип қәлбимдин, Шүкүр ейтармән Униңға мунаҗитимдә. | |
Chapter 28
| Psal | UyCyr | 28:2 | Махтаңлар Пәрвәрдигарни мунасип Униң намиға, Сәҗдә қилиңлар парлақ, муқәддәс Пәрвәрдигарға. | |
| Psal | UyCyr | 28:3 | Пәрвәрдигарниң авази аңлинар деңиз-океанларда, Гүлдүрмома гүлдүрлитәр шану-шавкәтлик Худа, Униң авази бепаян сулар үстидә яңритип сада. | |
| Psal | UyCyr | 28:5 | Җараңлиса Пәрвәрдигарниң авази сунуп кетәр кедир дәрәқлири, Шундақ, Пәрвәрдигарниң авазида парә-парә болуп кетәр Ливан кедирлири. | |
| Psal | UyCyr | 28:6 | Җараңлиса Пәрвәрдигарниң авази мозайдәк сәкрәп кетәр Ливан тағлири, Көндүрүлмигән буқидәк сәкрәп кетәр Сирйон теғи. | |
| Psal | UyCyr | 28:8 | Пәрвәрдигарниң авази титиритәр чөл-җәзирини, Пәрвәрдигар зил-зилигә салар Кадеш чөллүгини. | |
| Psal | UyCyr | 28:9 | Яңриса Пәрвәрдигарниң авази толғинар емән дәрәқлири, Ялиңачлинар орманлар җараңлиса Пәрвәрдигарниң авази. «Әҗайип улуқтур Худа» дәп вақиришар, Пәрвәрдигарниң ибадәтханисида турғанлар. | |
| Psal | UyCyr | 28:10 | Топан апити болғанда Пәрвәрдигар еди Өз тәхтидә, Падишадур Пәрвәрдигар, У һөкүм сүрәр мәңгүгә. | |
Chapter 29
| Psal | UyCyr | 29:2 | Әй Пәрвәрдигар, улуқлаймән Сени, Өлүм гирдавидин қутқуздуң мени. Мени заңлиқ қилип күлүшкә Қоймидиң дүшмәнлиримни. | |
| Psal | UyCyr | 29:5 | Әй садақәтмәнләр, һәмдусана ейтиңлар Пәрвәрдигарға, Шүкүр ейтиңлар Униң муқәддәс намиға. | |
| Psal | UyCyr | 29:6 | Өтүп кетәр ғәзиви көзни жумуп ачқичә, Амма Униң шапаити һәмрадур мәңгүгичә. Кечичә давам әтсиму гәр жиға-зерә, Шат-хорамлиқ йетип келәр сәһәрдә. | |
| Psal | UyCyr | 29:8 | Әй Пәрвәрдигар, көрситип маңа шапаитиңни, Тағдәк бүйүк қилдиң мени. Амма болдум алақзадә, Қачурғиниңда дидариңни. | |
| Psal | UyCyr | 29:10 | Өмрүм түгәп, кәтсәм өлүкләр маканиға, Немә пайдам тегәр Саңа? Җәсидим җакалап Сениң вападарлиғиңни, Ейталарму мәдһийә Саңа? | |
| Psal | UyCyr | 29:11 | Әй Пәрвәрдигар, Көрсәткин шәпқитиңни қулақ селип аһимға, Әй Пәрвәрдигар, мәдәткар болғин маңа. | |
| Psal | UyCyr | 29:12 | Уссулға айландуруп матимимни, Салдуруп үстүмдин һаза кийимимни, Бағлидиң шатлиқ бәлбағ билән белимни. | |
Chapter 30
| Psal | UyCyr | 30:2 | Әй Пәрвәрдигар, тапармән Сәндин пана, Мени һәргиз шәрмәндә қилма, Қутқуз мени, һәққанийсән дайим. | |
| Psal | UyCyr | 30:3 | Қутқуз тездин мени, қулақ селип аһимға, Паналинай мән Сәндә, қорам таш болғин маңа, Қутқузушқа җенимни қорған болуп бәргин маңа. | |
| Psal | UyCyr | 30:4 | Бәрһәқ, қорам тешим, қорғинимдурсән мениң, Йетәклә мени Өзәң, һөрмити үчүн намиңниң. | |
| Psal | UyCyr | 30:6 | Әй Пәрвәрдигар — вападар Худа, Тапшурдум роһумни қолуңға, Тәйярсән Өзәң мени қутқузушқа. | |
| Psal | UyCyr | 30:8 | Мәңгүлүк муһәббитиң шат-хорам қилар мени, Бәрһәқ, көрдүң җапалиримни, Билип йәттиң азаплиримни. | |
| Psal | UyCyr | 30:10 | Әй Пәрвәрдигар, қилғайсән маңа рәһим, Чүнки мән азапта қалдим, Дәрт-әләмдин хирәләшти көзлирим, Аҗизлап кәтти һәм роһум, теним. | |
| Psal | UyCyr | 30:11 | Упримақта һәсрәт билән һаятим, Ғәм-қайғуда түгимәктә жиллирим, Мағдирим кәтмәктә гуналирим дәстидин, Бәк қуруп кәтмәктә устихан, иликлирим. | |
| Psal | UyCyr | 30:12 | Қалдим дүшмәнлиримниң һақаритигә, Һәтта хошнилиримниң аһанитигә. Болдум мән тонушлиримға бир вәһимә, Қачар улар кочида мени көрсә. | |
| Psal | UyCyr | 30:14 | Аңлидим маңа қилған төһмәтләрни, Вәһимә орап турар әтрапимни. Мәслиһәтлишәр маңа қарши улар, План түзәр алмақ болуп җенимни. | |
| Psal | UyCyr | 30:16 | Һаятим илкиңдидур пәқәт Сениң, Чаңгилидин қутқуз мени дүшмәнлиримниң — Маңа зиянкәшлик қилғучиларниң. | |
| Psal | UyCyr | 30:18 | Әй Пәрвәрдигар, мени һәргиз шәрмәндә қилма, Чүнки мән илтиҗа қилдим Саңа. Яманлар болғай шәрмәндә, Зувани тутулуп барғай гөргә. | |
| Psal | UyCyr | 30:19 | Һәққанийларға тәкәббурлуқ қилип, мазақ қилғучиларниң, Чаплишип қалғай ялған сөзлигән ләвлири уларниң. | |
| Psal | UyCyr | 30:20 | Әй Пәрвәрдигар, Саңа ихлас қилғанларға, Илтипатлириң нәқәдәр молдур уларға. Ата қилисән немәтлириңни Сени пана тартқанларға, Җаһан әһли — хәлқи-аләм алдида. | |
| Psal | UyCyr | 30:21 | Сени пана қилғанларни сақлап һозуруңда, Қоғдайсән инсанларниң сүйиқәстлиридин, Елип уларни Өз панайиңға, Сақлайсән чеқимчиларниң тиллиридин. | |
| Psal | UyCyr | 30:22 | Һәмдусаналар болсун Пәрвәрдигарға, Чүнки У көрсәтти маңа Өзиниң чәксиз меһир-муһәббитини, Шәһәр қоршавда қалғанда. | |
| Psal | UyCyr | 30:23 | Дәккә-дүккидә дегән едим: «Нәзириңдин мәһрум болдум». Лекин Саңа налә қилип жиғлиғинимда, Қулақ салдиң пәриядимға. | |
| Psal | UyCyr | 30:24 | Әй Пәрвәрдигарға вападарлар, сөйүңлар Уни, Пәрвәрдигар қоғдар Өзигә садиқларни, Амма қаттиқ җазалар һакавурларни. | |
Chapter 31
| Psal | UyCyr | 31:1 | Нәқәдәр бәхитлик инсанлар-һә, Гуналири кәчүрүм қилинғанлар, Бойсунмаслиғи әпу қилинғанлар. | |
| Psal | UyCyr | 31:2 | Нәқәдәр бәхитлик инсанлар-һә, Худа гуналирини кәчүрүм қилғанлар, Көңүллиридә һейлә-микир болмиғанлар. | |
| Psal | UyCyr | 31:4 | Әй Пәрвәрдигар, кечә-күндүз җазалишиң еғир кәлди маңа, Иликлирим қуруп кәтти, қуруп кәткән су кәби томузда. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 31:5 | Әнди иқрар қилдим гуналиримни, Тонудум алдиңда әскилигимни. Дегинимдә: «Пәрвәрдигар, иқрармән гунайимға», Халас қилдиң азаптин мени, кәчүрүп гуналиримни. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 31:6 | Шуңа дуа қилсун Саңа, Садақәтмәнләр пурситиниң барида. Деңиз-океан ташқин болуп ташсиму мабада, Шүбһисизки, ташқинлири йетип баралмас уларға. | |
| Psal | UyCyr | 31:7 | Әй Пәрвәрдигар, Сән мениң панагаһимдурсән, Сақлайсән азаптин мени, Яңрар әтрапимда ниҗатлиқ нахшилири. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 31:8 | Әқил-идрәк берип саңа көрситимән йолуңни, Һалиңдин хәвәр елип үгитимән йолумда меңишни. | |
| Psal | UyCyr | 31:10 | Дәрт-әләмләр келәр яманларниң бешиға, Пәрвәрдигарниң мәңгүлүк муһәббити қучақ ачар Униңға таянғанларға. | |
Chapter 32
| Psal | UyCyr | 32:1 | Әй һәққанийлар, Пәрвәрдигарни күйләңлар шатлиқта, Уни мәдһийиләш яришар дурус йолда маңғанларға. | |
| Psal | UyCyr | 32:2 | Лира челип миннәтдарлиқ билдүрүңлар Пәрвәрдигарға, Күй челиңлар он тарлиқ чилтарда атап Униңға. | |
| Psal | UyCyr | 32:3 | Йеңи нахша ейтиңлар беғишлап Худаға, Шатлиқ билән яңрисун авазиңлар, Чекиңлар тарини йәткүзүп вайиға. | |
| Psal | UyCyr | 32:8 | Әймәнсун Пәрвәрдигардин җими мәхлуқатлар, Қорқсун Униңдин дуниядики барлиқ инсанлар. | |
| Psal | UyCyr | 32:10 | Бекар қилар Пәрвәрдигар худасизларниң қарарлирини, Йоқ қилар уларниң көңлигә пүккән мәхсәтлирини. | |
| Psal | UyCyr | 32:11 | Амма мәңгүлүктур Пәрвәрдигарниң қарарлири, Әвлаттин-әвлатқичә әмәлгә ашар мәхсәтлири. | |
| Psal | UyCyr | 32:12 | Пәрвәрдигарни Худайимиз дәп тонуғанлар бәхитликтур, Пәрвәрдигар Өзигә тәвә қилип таллиған хәлиқ бәхитликтур. | |
| Psal | UyCyr | 32:16 | Падиша ғалип болалмас қошуниниң бүйүклиги билән, Палван қутқузалмас өзини күчиниң көплиги билән. | |
| Psal | UyCyr | 32:17 | Ахмақлиқтур қутулимән дейиш мәғлубийәттин ат билән, Қутқузалмас һеч кимни ат қара күчи билән. | |
| Psal | UyCyr | 32:18 | Бәрһәқ, Худаниң нәзири Униңға ихлас қилғанларда, Униң мәңгүлүк муһәббитигә үмүт бағлиғанларда. | |
Chapter 33
| Psal | UyCyr | 33:8 | Һәр тәрәптин қоғдап Худаниң пәриштиси, Қутқузар ховуптин Пәрвәрдигарға ихласмәнләрни. | |
| Psal | UyCyr | 33:9 | Һис қилғин вә билгин Худаниң меһриванлиғини, Шунчилик бәхитлик болар башпана қилғанлар Уни. | |
| Psal | UyCyr | 33:10 | Пәрвәрдигарға ихлас қилиңлар, әй Униң садақәтмәнлири, Униңға ихлас қилғанларниң кам болмас һеч нәрсиси. | |
| Psal | UyCyr | 33:11 | Уссуз вә ач қелиши мүмкин күчлүк арсланлар, Амма қалмас һеч муһтаҗлиқта Пәрвәрдигарға үмүт бағлиғанлар. | |
| Psal | UyCyr | 33:12 | Келиңлар, әй балилирим, қулақ селиңлар сөзүмгә, Пәрвәрдигарға ихлас қилишни үгитәй силәргә. | |
| Psal | UyCyr | 33:18 | Қулақ салар Пәрвәрдигар налә қилса һәққанийлар, Уларни барлиқ азаплардин қутулдурар. | |
| Psal | UyCyr | 33:20 | Көп болар һәққаний адәм дуч кәлгән қийинчилиқлар, Амма улардин халас қилар Пәрвәрдигар. | |
| Psal | UyCyr | 33:22 | Өлүм елип келәр өзлиригә яманларниң қилмишлири, Җазалинар өч көргәнләр һәққанийларни. | |
Chapter 34
| Psal | UyCyr | 34:1 | Әй Пәрвәрдигар, қарши чиққин маңа қарши чиққанларға, Уруш қилғин маңа қарши уруш қилғанларға. | |
| Psal | UyCyr | 34:3 | Ай палта вә нәйзәң билән тосавалғин мени қоғлап кәлгәнләрни, «Мән сениң Қутқазғучиң» дәп маңа, илһамландур роһумни. | |
| Psal | UyCyr | 34:4 | Җенимни алмақ болғанлар, Шәрмәндә болғай, рәсва болуп. Маңа сүйиқәст қиливатқанлар, Янсун кәйнигә, қара йүз болуп. | |
| Psal | UyCyr | 34:5 | Пәрвәрдигарниң пәриштиси уларни жирақ қоғлавәткәй, Улар гоя шамалда учқан самандәк тозуп кәткәй. | |
| Psal | UyCyr | 34:6 | Қоғлавәткәй уларни Пәрвәрдигарниң пәриштиси, Қараңғу һәм тейилғақ болғай уларниң маңған йоллири. | |
| Psal | UyCyr | 34:8 | Туюқсиз бала кәлгәй уларниң башлириға, Йөгишип қалсун өзлири қурған ториға, Һалак болсун чүшүп өзлири колиған ориға. | |
| Psal | UyCyr | 34:10 | Дәймән чин қәлбимдин: «Әй Пәрвәрдигар, тәң келәр кимму Саңа? Аҗизларни күчлүкләрдин қутқузғучи пәқәт Сәнла, Езилгән, муһтаҗларни залимлардин қоғдайдиған йәнә Сәнла». | |
| Psal | UyCyr | 34:13 | Мата кийдим қайғуруп, улар кесәл болғанда, Кәмтар болуп роза туттум, улар үчүн қилдим дуа, Җавапсиз қалди лекин дуалирим һәр заман. | |
| Psal | UyCyr | 34:14 | Қайғурдум қериндишим яки достум үчүн азапланғандәк, Мәйүсләндим худди аниси үчүн матәм тутқан адәмдәк. | |
| Psal | UyCyr | 34:15 | Путлишип кетиведим хошал болуп олашти әтрапимға, Җәм болушти һәм маңа қарши чиқишқа. Натонуш пәс адәмләрму қошулуп уларға, Мазақ қилип, тохтимай зәрбә бәрди маңа. | |
| Psal | UyCyr | 34:17 | Әй Пәрвәрдигар, қарап турарсән қачанғичә? Қутқуз мени явузларниң зәрбисидин, Әзиз җенимни қанхор ширниң еғизидин. | |
| Psal | UyCyr | 34:19 | Заңлиқ қилип күлмисун маңа сәвәпсизла дүшмән болғанлар, Көзлирини алайтмисун маңа сәвәпсиз өч болуп қалғанлар. | |
| Psal | UyCyr | 34:20 | Шүбһисизки, елип қоймас улар инақлиқни еғизлириға, Бәлки түзәр шум планлар теч-хатирҗәм яшайдиғанларға. | |
| Psal | UyCyr | 34:21 | Вақиришар улар маңа чоң ечип еғизлирини: «Вай, көрдуқ өз көзүмиз билән қилмишлириңни». | |
| Psal | UyCyr | 34:24 | Әй Пәрвәрдигар, Илаһим, адалитиңдә ақлиғин мени, Мәсқирә қилип күлүшкә йол қоймиғин дүшмәнлиримни. | |
| Psal | UyCyr | 34:25 | Йол қоймиғин, «арзуюмиз әмәлгә ашти» дейишкә уларни, Йол қоймиғин «Биз ахир жутувалдуқ уни» дәп махтинишқа уларни. | |
| Psal | UyCyr | 34:26 | Азавимдин хошал болғанлар, Ғәпләт бесип шәрмәндә болғай. Мәндин өзини үстүн тутқанлар, Рәсва болуп номуста қалғай. | |
| Psal | UyCyr | 34:27 | Гунасизлиғимдин хуш болидиғанлар, Чуқан салсун чөмүп шатлиққа. «Қулиниң аманлиғидин сөйүнгән Пәрвәрдигар Улуқтур» десун улар һәр чағда. | |
Chapter 35
| Psal | UyCyr | 35:2 | Бир чүшәнчә аян болди қәлбимгә, Яманларниң бойсунмаслиғи һәққидә. Худадин қорқуш йоқтур уларниң нәзиридә. | |
| Psal | UyCyr | 35:3 | Өзлирини чоң тутар улар мәғрурлуқта, Тонумас гуналирини һәтта, Нәпрәтләнмәс улардин әсла. | |
| Psal | UyCyr | 35:5 | Яман план түзүшәр ятқандиму кечилири, Атқандур гуна йолиға өзлирини, Һечқачан рәт қилмас яманлиқни. | |
| Psal | UyCyr | 35:6 | Әй Пәрвәрдигар, муһәббитиң асман кәби бүйүклүктә, Вападарлиғиң асман-пәләк чәксизлигидә. | |
| Psal | UyCyr | 35:7 | Әй Пәрвәрдигар, Һәққанийлиғиң охшар бүйүк тағларға, Һөкүмлириң деңиз-океан чоңқурлуғиға, Ғәмхорлуқ қилисән инсан һәм һайванға. | |
| Psal | UyCyr | 35:11 | Айрилмиғай мәңгүлүк муһәббитиң Сени тонуғанлардин, Айрилмиғай адалитиң қәлби паклардин. | |
Chapter 36
| Psal | UyCyr | 36:7 | Сәвир билән сүкүт қилип күткин Пәрвәрдигарни, Беарам болмиғин ронақ тапқан яманлардин, Һарам плани әмәлгә ашқанлардин. | |
| Psal | UyCyr | 36:8 | Янғин аччиғиңдин, басқин ғәзивиңни, Беарам болма, беарамлиқ елип келәр пәқәт яманлиқни. | |
| Psal | UyCyr | 36:9 | Зиминидин қоғлап чиқирилиду яманлиқ қилғучилар, Амма зиминға егә болиду үмүтини Пәрвәрдигарға бағлиғанлар. | |
| Psal | UyCyr | 36:10 | Пат йеқинда түгәйду яманларниң күнлири, Йоқилар маканлиридин, издәпму тапалмайсән уларни. | |
| Psal | UyCyr | 36:11 | Лекин кәмтарлиқ билән Худаға тайинидиғанлар, Зиминға егә болуп, мол бәрикәттин һөзүрлинәр. | |
| Psal | UyCyr | 36:14 | Жиқитиш үчүн бечарә, муһтаҗларни, Яманлар тартти оқ-ясиниң тасмисини. Қириш үчүн дурус йолда маңғанларни, Ғиливидин суғарди қиличини. | |
| Psal | UyCyr | 36:20 | Бирақ һалак болар яманлар, Пәрвәрдигарниң дүшмәнлири явайи гүлдәк тозуп түгәр, Ис-түтәктәк ғайип болуп, йоқап кетәр. | |
| Psal | UyCyr | 36:22 | Зиминға егә болар Пәрвәрдигарниң бәрикитигә еришкәнләр, Зиминидин қоғлап чиқирилар Униң ләнитигә учриғанлар. | |
| Psal | UyCyr | 36:25 | Яш едим мән, қеридим әнди, Көрмидим һеч Худаниң һәққаний адәмни ташлавәткәнлигини, Униң пәрзәнтлириниң нан тилигәнлигини. | |
| Psal | UyCyr | 36:28 | Чүнки Пәрвәрдигар сөйәр адаләтни, Ташлимас Өзиниң садақәтмән хәлқини. Та әбәт қоғдайду, сақлайду уларни, Бирақ қурутиду яманларниң нәслини. | |
| Psal | UyCyr | 36:33 | Пәрвәрдигар қалдурмас уларни яманларниң қолиға, Һәм қарши һөкүмму чиқарғузмайду уларға. | |
| Psal | UyCyr | 36:34 | Тәлмүрүп күткин Пәрвәрдигарни. Чиң тутқин Униң йолини, Егә қилар зиминға сени. Көрисән яманларниң зиминдин қоғлап чиқирилишини. | |
| Psal | UyCyr | 36:35 | Көргәнмән яман, зораванниң ронақ тапқинини, Чоңқур йилтиз тартқан бүк-барақсан дәрәқтәк болғинини. | |
Chapter 37
| Psal | UyCyr | 37:13 | Қапқан қурар җенимға қәст қилмақчи болғанлар, Улар маңа зиянкәшлик қилмақ үчүн мәслиһәт қурар. Һейлә-микир сүйиқәст ойлар күн бойи улар. | |
Chapter 38
| Psal | UyCyr | 38:2 | Өз-өзәмгә дедим мән мундақ: «Қалмаслиғим үчүн болуп гунакар, тартай тилимни, Яманларниң алдида тикип қояй еғизимни». | |
| Psal | UyCyr | 38:3 | Гәрчә керәк болсиму сөзлишим, Сүкүт қилип, зуван сүрмидим, Амма мениң ешивәрди азавим. | |
| Psal | UyCyr | 38:5 | «Әй Пәрвәрдигар, чүшинәй һаятниң қисқилиғини, Күнлиримниң санақлиқ қалғанлиғини. Билип қалай өмүрниң өткүнчи екәнлигини». | |
| Psal | UyCyr | 38:6 | Билимән, қилғансән өмрүмни нәччә ғеричла, Узун әмәстур һаят йолум Сениң алдиңда, Бирла тиниқтур инсанларниң өмри пәқәтла. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 38:7 | Сайидәк йоқилиду инсанларниң әҗирлири, Бекардур уларниң алдирап-тенәшлири. Байлиқ жиғар, лекин билмәс улар Байлиқлириниң кимләргә қалидиғанлиғини. | |
| Psal | UyCyr | 38:12 | Гуналирини әйипләп, җазалиғанда Сән инсанни, Күйә чүшкәндәк йоқ қилисән қәдирлигәнлирини. Бир тиниқтур халас инсанниң өмри. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 38:13 | Әй Пәрвәрдигар, қулақ салғин дуайимға, Көңүл қойғин мениң налә-пәриядимға, Сүкүт қилип турмиғин көз яшлиримға, Чүнки бир мусапирмән Сениң алдиңда, Ата-бовилиримдәк ғерипмән бу паний дунияда. | |
Chapter 39
| Psal | UyCyr | 39:3 | Тартивалди У мени һалакәт гирдавидин, Чиқиривалди чоңқур патқақ-сазлиқтин. Қорам таш үстигә турғузуп путлиримни, Мустәһкәм қилди мениң қәдәмлиримни. | |
| Psal | UyCyr | 39:4 | Пәрвәрдигар ата қилди маңа йеңи бир күйни, Егимизни мәдһийиләйдиған мунаҗәтни. Нурғун адәм көрүп Униң қудритини, Пәрвәрдигарға ишәнч бағлап һөрмәтләр Уни. | |
| Psal | UyCyr | 39:5 | Бәхитликтур ишәнч бағлиғанлар Пәрвәрдигарға, Чоқунмиғанлар сахта илаһларға, Жүрмигәнләр бутпәрәсләр арисида. | |
| Psal | UyCyr | 39:6 | Әй Егимиз, Пәрвәрдигар, шунчә көптур мөҗүзилириң, Биз үчүн қилған чоң илтипат вә планлириң. Сансиздур баян қилсам әҗир вә әмгәклириң, Йоқтур Сениң һечбир тәңдишиң. | |
| Psal | UyCyr | 39:7 | Халимайсән қурванлиқ яки һәдийәләрни, Халимайсән нә көйдүрмә, нә гуна қурванлиғини. Аңлисун дәп буни ачтиң қулақлиримни. | |
| Psal | UyCyr | 39:9 | Әй Илаһим, ирадәңни әмәлгә ашуруш хошаллиғимдур, Тәлимлириң қәлбимгә чиң йезилғандур». | |
| Psal | UyCyr | 39:10 | Зор җамаәт арисида җакалидим адалитиңни, Әй Пәрвәрдигар, билисән, жумувалмаймән ағзимни. | |
| Psal | UyCyr | 39:11 | Йошуруп жүрмидим қәлбимдә адалитиңни, Баян әйлидим вападарлиғиң һәм ниҗатлиғиңни. Йошурун тутмидим бүйүк җамаәттин, Мәңгүлүк муһәббитиң вә һәқиқитиңни. | |
| Psal | UyCyr | 39:12 | Әй Пәрвәрдигар, айимиғин мәндин шәпқитиңни, Мәңгүлүк муһәббитиң, һәқиқитиң сақлиғай мени. | |
| Psal | UyCyr | 39:13 | Чирмавалди һәдди-һесапсиз қийинчилиқлар мени, Кор болдум, гуналирим тосавалғач көз нурумни. Бешимдики чечимдин көп болғачқа гуналирим, Рәт қилди җисмимдин җасаритимни. | |
| Psal | UyCyr | 39:14 | Әй Пәрвәрдигар, қутқуз мени йәткүзүп илтипатиңни, Әй Пәрвәрдигар, тездин маңа бәргин ярдимиңни. | |
| Psal | UyCyr | 39:15 | Җенимни алмақчи болғанлар, Шәрмәндә болсун йүзи төкүлүп. Җапайимдин хошал болғанлар, Чекинсун рәсва болуп. | |
| Psal | UyCyr | 39:17 | Саңа тәлпүнгүчи барлиқ кишиләр, Сәндин хошал болуп шатлансун. Ниҗатлиғиңни сөйгәнләр һәр дайим: «Пәрвәрдигар улуқтур» десун! | |
Chapter 40
| Psal | UyCyr | 40:2 | Бәхитликтур ғерипларниң һалидин хәвәр алғучи, Бешиға күн чүшкәндә Пәрвәрдигар қутқузар уни. | |
| Psal | UyCyr | 40:3 | Һаятини сақлайду, қоғдап уни Пәрвәрдигар, Худа ата қилған зиминда яшайду у бәхтияр, Дүшмәнлириниң мәйлигә ташлимас уни зинһар. | |
| Psal | UyCyr | 40:4 | Кесәл болуп, орун тутуп йетип қалғинида, Пәрвәрдигар йөләк болуп, қувәт берәр униңға, Шипалиқ берәр кесәл болған чағлирида. | |
| Psal | UyCyr | 40:5 | Илтиҗа қилдим Худаға: Әй Пәрвәрдигар, шәпқәт қилип маңа, Сақайтқин мени, Гуна қилип, қарши чиққан болсамму Саңа. | |
| Psal | UyCyr | 40:7 | Улардин бирәрси келип йенимға, Ялған сөзләрни ейтар маңа. Көңлидә топлап мән һәққидә ғевәтни, Йенимдин чиқипла яйиду уларни халайиққа. | |
| Psal | UyCyr | 40:11 | Әй Пәрвәрдигар, қилип маңа шәпқитиңни, Турғузғайсән орнумдин мени, Шунда улардин алалаймән өчүмни. | |
| Psal | UyCyr | 40:12 | Ғалибә қилғузмидиң үстүмдин дүшмәнлиримни, Билдим шуниңдин, мәндин хуш екәнлигиңни. | |
Chapter 41
| Psal | UyCyr | 41:3 | Интизармән Саңа — һаятлиқ булиғи болған бирдин-бир Худа, Қачанму көрәрмән Сениң йүзүңни, кирип һозуруңға? | |
| Psal | UyCyr | 41:4 | Көз яшлирим мән үчүн кечә-күндүз болди ғиза, «Қени Худайиң» дейишәр дүшмәнлирим дайим маңа. | |
| Psal | UyCyr | 41:5 | Көңлүм бузулиду өткән күнләрни әслигинимдә: Бараттим җамаәт билән һейт өткүзүшкә, Кишиләрни башлаттим Пәрвәрдигарниң өйигә, Мәдһийә ейтип чуқан салаттуқ хошал болуп шу дәмдә. | |
| Psal | UyCyr | 41:6 | Әй қәлбим, немишкә шунчә чүшкүнсән? Әй көңлүм, немишкә арам тапмайсән? Үмүт күт Худадин, мәдһийиләймән йәнила Уни, Худайим сақлиғучидур шәрмәндә болуштин йүзүмни. | |
| Psal | UyCyr | 41:7 | Әй Илаһим, ғәм басти көңлүмни, Шуңа әсләймән Сени, Иордан зиминида, Хәрмон вә Мизар тағлирида. | |
| Psal | UyCyr | 41:8 | Гүлдүрләп еқип чүшкән шақиратмилириңдәк, Тохтимай кәлмәктә бешимға азаплириң, Бесип өтмәктә мана үстүмдин долқунлириң, өркәшлириң. | |
| Psal | UyCyr | 41:9 | Күндүзи көрситәр Пәрвәрдигар мәңгүлүк муһәббитини, Кечиси ата қилар У маңа мән ейтидиған нахшамни, Һаятимниң Егиси Худаға беғишлиған мунаҗәтлиримни. | |
| Psal | UyCyr | 41:10 | Ейтармән қорам тешим Худаға: Унтуп қалдиң нечүн мени? Нечүн матәм тутуп жүримән, Дүшмәнлиримниң зулуми астида? | |
Chapter 42
| Psal | UyCyr | 42:1 | Әй Худа, «гунасиз» дәп ақлиғин мени, Қоллиғин садақәтсиз хәлиққә қарши давайимни, Адаләтсиз, һелигәрләрдин қутқуз мени. | |
| Psal | UyCyr | 42:2 | Башпанайим туруп, әй Худа, Рәт қилисән мени немишкә? Нечүн матәм тутуп жүримән, Дүшмәнлиримниң зулуми астида? | |
| Psal | UyCyr | 42:3 | Чачқин нуруңни, көрсәт һәқиқитиңни, Йетәклисун улар мени муқәддәс теғиңға, Елип барсун учришиш җайимизға. | |
| Psal | UyCyr | 42:4 | Қурванлиқ супаңға баримән шунда, Бирдин-бир шатлиғим болған Худа алдиға. Челип лира һәмдусана ейтимән Саңа, Мениң Илаһим болған, әй Худа. | |
Chapter 43
| Psal | UyCyr | 43:2 | Әй Худа, қедимки заманда әҗдатлиримизниң арисида, Сән көрсәткән мөҗүзилик ишлириңни Аңлиған едуқ биз өз қулиғимизда, Ата-бовилиримиз ейтип бәргән еди буни. | |
| Psal | UyCyr | 43:3 | Өз қолуң билән зиминидин қоғлаветип ят хәлиқләрни, Уларниң жутиға орунлаштурған едиң ата-бовилиримизни. Қаттиқ азаплап ят хәлиқләрни, Ронақ тапқуздуң әҗдатлиримизни. | |
| Psal | UyCyr | 43:4 | Алған әмәс улар зиминини қиличи билән, Ғалибигә еришкини йоқ өз билиги билән. Бәлки уларниң ғалип келиши Сән Худадин, Оң қолуң, қудритиң, чеһриңниң нуридин, Чүнки сөйүндүң Сән улардин. | |
| Psal | UyCyr | 43:6 | Ярдимиңдә қоғлаветимиз дүшмәнлиримизни, Қудритиң билән чәйливетимиз бизгә қаршиларни. | |
| Psal | UyCyr | 43:8 | Ғалибә қилғуздуң дүшмәнлиримиз үстидин бизни, Шәрмәндә қилдиң биздин нәпрәтләнгәнләрни. | |
| Psal | UyCyr | 43:10 | Бирақ Сән һазир бизни рәт қилип, қалдурдуң аһанәткә, Чиқмайсән һәтта қошунлиримиз билән биргә җәңгә. | |
| Psal | UyCyr | 43:11 | Мәғлуп қилдиң бизни дүшмәнлиримиз алдида, Биздин нәпрәтләнгәнләр булиди бизни шу һалда. | |
| Psal | UyCyr | 43:12 | Бизни қой кәби тутуп бәрдиң боғузлашқа уларға, Чечивәттиң бизни һәм ят хәлиқләр арисиға. | |
| Psal | UyCyr | 43:14 | Қалдурдуң бизни ят әлләрниң һақаритигә, Әтрапимиздикиләрниң нәприти вә мәсқирисигә. | |
| Psal | UyCyr | 43:16 | Номусқа қалғанлиғим турар көз алдимда, Шәрмәндичилик бардур мениң бойнумда. Чүнки дүшмәнләр вә қарши турғучиларниң Тил-аһанәтлири дайим йетәр қулиғимға. | |
| Psal | UyCyr | 43:17 | Номусқа қалғанлиғим турар көз алдимда, Шәрмәндичилик бардур мениң бойнумда. Чүнки дүшмәнләр вә қарши турғучиларниң Тил-аһанәтлири дайим йетәр қулиғимға. | |
| Psal | UyCyr | 43:18 | Бешимизға чүшти буларниң һәммиси, Унтумиған болсақму гәрчә Сени, Яки бузмиған болсақму келишимиңни. | |
| Psal | UyCyr | 43:19 | Сән ғалибә ата қилмай әздиң бизни, Харабидә ярдәмчисиз қалдурдуң хәлқиңни. Гәрчә қайтмиған болсиму Сәндин көңлүмиз, Чәтнимигән болсиму йолуңдин қәдәмлиримиз. | |
| Psal | UyCyr | 43:20 | Сән ғалибә ата қилмай әздиң бизни, Харабидә ярдәмчисиз қалдурдуң хәлқиңни. Гәрчә қайтмиған болсиму Сәндин көңлүмиз, Чәтнимигән болсиму йолуңдин қәдәмлиримиз. | |
| Psal | UyCyr | 43:23 | Саңа болған садақитимиздин күн бойи қирилмақтимиз, Союлидиған қойларниң қатарида болмақтимиз. | |
| Psal | UyCyr | 43:24 | Ойғанғин, әй Пәрвәрдигар, ухлап ятисән немишкә? Ташлавәтмигин бизни мәңгүгә кәлгин йенимизға! | |
Chapter 44
| Psal | UyCyr | 44:2 | Гөзәл бир иш һаяҗанға салғач мениң қәлбимни, Оқумақтимән падишаға атап язған шеиримни, Тилим сөзгә маһирдур гоя бир шаир кәби. | |
| Psal | UyCyr | 44:3 | Әң келишкән адәмсән инсанлар арисида, Ләвлириңдин төкүләр шәпқәтлик сөзләр, Мәңгүлүк бәхит ата қилғандур Худа саңа. | |
| Psal | UyCyr | 44:5 | Ғалибә қилғин һәйвәт билән ат үстидә, Қоғдиғин кәмтарлиқ, һәқиқәт вә адаләтни, Интайин зор ишларни қил қудритиңдә. | |
| Psal | UyCyr | 44:6 | Өткүр оқлириң санчилар жүригигә дүшмәнлириңниң, Дүшмәнлириң жиқилар астиға аяқлириңниң. | |
| Psal | UyCyr | 44:8 | Өч көрисән наһәқчиликни, сөйисән һәққанийәтни, Шуңа сени таллиған Худа яғдурди саңа шатлиғини. Һәмралириңдин бәкирәк шатландурди сени. | |
| Psal | UyCyr | 44:9 | Һиди келәр кийимлириңдин мурмәккиниң, Шундақла муәттәр вә дарчинниң. Пил чишида безәлгән сарайлардики тарлиқ сазларниң садаси, Йеқимлиқ аңлинип хурсән қилар сени. | |
| Psal | UyCyr | 44:10 | Шаһ қизлири бардур иззәтлигәнлириңниң арисида, Офир алтунида безәлгән мәликәң турар оң йениңда. | |
| Psal | UyCyr | 44:11 | Тиңшиғин, әй қиз, қулақ салғин сөзүмгә, Унтуғин хәлқиңни, атаңниң өйи болмисун есиңдә. | |
| Psal | UyCyr | 44:15 | Падиша алдиға кәлтүриләр у кәштилик кийимлиридә, Алдиға елип келинәр кенизәклириму униң билән биргә. | |
| Psal | UyCyr | 44:17 | Изини басар оғуллириң ата-бовилириңниң, Шаһзадилири қилисән уларни пүткүл җаһанниң. | |
Chapter 45
| Psal | UyCyr | 45:2 | Күч-қудрәт, башпана болғучимиз Рәббимиздур, Азапта қалсақ әгәр һәр заман ярдәмдидур. | |
| Psal | UyCyr | 45:3 | Астин-үстүн болуп кәтсиму зимин мабада, Тағлар ғулап чүшсиму деңизларниң астиға. Долқунлинип деңизлар, өркәш ясап ташсиму, Ташқинидин деңизниң, тағлар тәврәп кәтсиму, Биздә қорқунуш йоқтур әсла. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 45:4 | Астин-үстүн болуп кәтсиму зимин мабада, Тағлар ғулап чүшсиму деңизларниң астиға. Долқунлинип деңизлар, өркәш ясап ташсиму, Ташқинидин деңизниң, тағлар тәврәп кәтсиму, Биздә қорқунуш йоқтур әсла. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 45:5 | Бардур еқинлири шатлиқ елип келидиған бир дәрия, Худаниң шәһири — улуқ Худаниң муқәддәс маканиға. | |
| Psal | UyCyr | 45:6 | Шу шәһәрдә болғач Худа, тәврәнмәс у макан әсла, Таң етиши билән тәң ярдәмгә келәр Худа. | |
| Psal | UyCyr | 45:7 | Гумран болди шаһлиқлар, Қорқуп кетип хәлиқләр. Җараңлиса Рәббимизниң авази Йәр-зимин ерип кетәр. | |
| Psal | UyCyr | 45:8 | Қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар биз билән биргидур, Яқуп етиқат қилған Худа қорғинимиздур. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 45:10 | Тохтатқучидур У һәммә урушларни, Сундуруп оқ-я нәйзиләрни. Көйдүрүп җәң һарвулирини. | |
| Psal | UyCyr | 45:11 | Дәйду У: «Тохтитиңлар урушуңларни, Билип қоюңлар Мениң Худалиғимни! Улуқлинимән пүтүн аләмдә, Барчә хәлиқләр улуқлар Мени». | |
Chapter 46
| Psal | UyCyr | 46:5 | Несивә қилип бизгә таллап бәрди бу йәрни, Өзи сөйгән Яқупниң пәхри болған зиминни. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 46:6 | Һөкүм сүрмәк болуп Худа тәхткә чиқти чуқан ара, Чиқти Пәрвәрдигар бурға садасида Өз орниға. | |
| Psal | UyCyr | 46:7 | Күйләңлар Пәрвәрдигарни яңритип нәғмә-нава, Күйләңлар Падишайимизни яңритип саз билән нахша. | |
Chapter 47
| Psal | UyCyr | 47:2 | Улуқтур Пәрвәрдигар! Униң муқәддәс теғида, Худайимизниң шәһиридә, Лайиқтур У көптин-көп мәдһийилинишкә. | |
| Psal | UyCyr | 47:3 | Бүйүк вә көркәм Сион теғи, Шатлиғидур пүткүл җаһанниң. Һәйвәтликтур Зафон теғиниң чоққилиридәк, Турар У шәһиридә улуқ падишаниң. | |
| Psal | UyCyr | 47:9 | Қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигарниң шәһири — Худайимизниң шәһиридә, Көргинимиз болди худди аңлиғинимиздәкла. Худа мустәһкәм қилар бу шәһәрни мәңгүгә. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 47:13 | Әй Худаниң хәлиқлири, Зиярәт қилиңлар Йерусалимни. Айлинип көрүп уни, Санап чиқиңлар мунарилирини. | |
| Psal | UyCyr | 47:14 | Күзитип чиқиңлар сепиллирини, Көздин кәчүрүңлар қорғанлирини, Баян қилиш үчүн кейинки әвлатларға уларни. | |
Chapter 48
| Psal | UyCyr | 48:5 | Диққитимни берип мән һекмәтлик сөзләргә, Лира челип чүшәнчә берәй униң сирлиқ мәналириға. | |
| Psal | UyCyr | 48:6 | Мән немишкә қорқуп жүрәй хәтәр кәлсә бешимға, Дүшмәнлиримниң явузлуқлири әтрапимни қаплап турса? | |
| Psal | UyCyr | 48:8 | Қериндиши үчүн һечким Худаға төләм төләлмәс, Қериндиши үчүн төләм төләш мүмкин әмәс, Баһасиздур инсан һаяти, сетип алғили болмас. Қутқузалмас һечким өлүмдин қериндишини, Мәңгү яшап гөр азавини көрмәслигини. | |
| Psal | UyCyr | 48:9 | Қериндиши үчүн һечким Худаға төләм төләлмәс, Қериндиши үчүн төләм төләш мүмкин әмәс, Баһасиздур инсан һаяти, сетип алғили болмас. Қутқузалмас һечким өлүмдин қериндишини, Мәңгү яшап гөр азавини көрмәслигини. | |
| Psal | UyCyr | 48:10 | Қериндиши үчүн һечким Худаға төләм төләлмәс, Қериндиши үчүн төләм төләш мүмкин әмәс, Баһасиздур инсан һаяти, сетип алғили болмас. Қутқузалмас һечким өлүмдин қериндишини, Мәңгү яшап гөр азавини көрмәслигини. | |
| Psal | UyCyr | 48:11 | Билимиз данишмәнләрниң өлүм шәрбити ичидиғанлиғини, Надан вә ахмақларниңму охшашла өлидиғанлиғини. Улар һаман қалдуруп кетәр башқиларға мал-мүлкини. | |
| Psal | UyCyr | 48:12 | Гәр нам қилип бәрсиму исимлирини йәрлиригә, Уларниң қәбирлири өйлири болуп қалар мәңгүгә. Туралғусидур шу қәбирләр дәвирдин-дәвиргичә. | |
| Psal | UyCyr | 48:14 | Мошундақ болар ақивити өзигә ишәнгән ахмақларниң, Уларға әгишип сөзлиригә қайил болғанларниң. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 48:15 | Падичи болуп өлүм уларға, Һайдар уларни қой кәби өлүкләр маканиға. Җәсәтлири чирип кетәр гөр ичидә, Һашамәтлик өйлириму қалар жирақта. Һәққанийлар ғалибә күни кәлгәндә Һөкүм сүрәр уларниң үстидә. | |
Chapter 49
| Psal | UyCyr | 49:1 | Қадир Худа — Пәрвәрдигар чақириқ қилди җаһан әһлигә, Шәриқтин-ғәрипкичә болған пүткүл йәр йүзидикиләргә. | |
| Psal | UyCyr | 49:3 | Рәббимиз сүкүт қилип турмас һәргиз, кәлмәктә У, Алдида от ялқуни ялмап келәр, Әтрапида боран-чапқун һувлап келәр. | |
| Psal | UyCyr | 49:4 | У чақирип асман билән зиминни гувалиққа, Дәйду мундақ, Өз хәлқини тартиш үчүн сораққа: | |
| Psal | UyCyr | 49:5 | «Һозурумға жиғиңлар Маңа садиқ хәлқимни, Қурванлиқ қилип Мән билән келишим түзгәнләрни». | |
| Psal | UyCyr | 49:6 | Асманда намайән болар Худаниң һәққанийлиғи, Бәрһәқ, аләмниң сорақчисидур Худа Өзи. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 49:7 | «Мән Худадурмән, силәрни яратқан Худа, Әй хәлқим, қулақ селиңлар Маңа, Әй исраил, шикайитим бар саңа. | |
| Psal | UyCyr | 49:8 | Қурванлиғиң үчүн әйиплимәймән сени, Әйиплимәймән дайим атиған көйдүрмә қурванлиғиңни. | |
| Psal | UyCyr | 49:10 | Чүнки Мениңкидур орманлардики барлиқ һайванлар, Миңлиған яйлақлардики мал-варанлар. | |
| Psal | UyCyr | 49:12 | Соримасмән сәндин қосиғим ачса мабада, Чүнки бу дуния, униңдики бар нәрсиләр тәвәдур Маңа. | |
| Psal | UyCyr | 49:16 | Амма Худа дәйдуки яманларға: «Немә һәққиң бар җакалашқа қаидә-низамлиримни? Немә һәққиң бар тилға елишқа келишимимни? | |
| Psal | UyCyr | 49:21 | Сүкүт қилдим қилғиниңда бу ишларни, Өзәңгә охшаш дәп ойлидиң шуңа Мени. Бирақ Мән әйипләймән чоқум сени, Алдиңға қойимән қилмишлириңни. | |
| Psal | UyCyr | 49:22 | Әй Мени унтуғанлар, яхши ойлаңлар қилмишиңларни, Болмиса бит-чит қиливетимән һәммиңларни. У чағда һечким қутқузалмас силәрни. | |
Chapter 50
| Psal | UyCyr | 50:2 | Падиша Давут Батшәба дегән аял билән бир орунда ятқандин кейин, Давутниң алдиға Натан пәйғәмбәр келип Худаниң сөзини йәткүзгән еди. Шуниң билән падиша Давут бу мунаҗәтни язған. | |
| Psal | UyCyr | 50:3 | Рәһимиңни илтипат әйлигәйсән, әй Худа, Чүнки мәңгүлүк муһәббәт бар Сәндә. Кәчүргәйсән мениң қилған гунайимни, Чәксиз рәһимдиллик хислитиңдә. | |
| Psal | UyCyr | 50:6 | Гуна қилдим алди билән Сениң алдиңда, Нәзириңдә яман ишлар егисимән, әй Худа. Адаләтниң Егисисән пәқәт Өзәң, Һәқтурсән маңа һөкүм чиқармаққа. | |
| Psal | UyCyr | 50:14 | Һис қилдурғайсән яңливаштин ниҗатлиқниң шатлиғини, Ата қилғайсән маңа бир бойсунуш қәлбни. | |
| Psal | UyCyr | 50:15 | Шундила мән азғунларға үгитәй чин йолуңни, Гунакарлар товва қилип, макан қилсун йениңни. | |
| Psal | UyCyr | 50:16 | Еһ Худа, Ниҗаткарим Худа! Қан төкүш җинайитидин қутқузғин мени, Шунда шатлинип, күйләй ниҗатлиғиңни. | |
| Psal | UyCyr | 50:18 | Халимайсән қурванлиқ қилишни, болмиса қилар едим уни, Көйдүрмә қурванлиқ қилсамму хурсән қилмас көңлүңни. | |
| Psal | UyCyr | 50:19 | Худани хурсән қилидиған қурванлиқ — дәл қәлбниң пушаймини, Әй Худа, рәт қилмайсән пушайман қилип товва қилған көңүлни. | |
| Psal | UyCyr | 50:20 | Шапаитиң билән яшнатқайсән Сион шәһирини, Яңливаштин қурғайсән Йерусалимниң сепиллирини. | |
Chapter 51
| Psal | UyCyr | 51:6 | Амрақсән адәмни түгәштүридиған ялған сөзләргә, Шуниң үчүн Худа сени йоқитиду мәңгүгә. Тутувелип У сени тартип чиқар өйүңдин, Йилтизиңни жулуп ташлар бу паний аләмдин. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 51:7 | Амрақсән адәмни түгәштүридиған ялған сөзләргә, Шуниң үчүн Худа сени йоқитиду мәңгүгә. Тутувелип У сени тартип чиқар өйүңдин, Йилтизиңни жулуп ташлар бу паний аләмдин. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 51:9 | «Қараңлар, бу Худаға таянмиған күчлүк адәм еди, У пәқәт өз байлиғиға таянған еди, Башқиларни вәйран қилиш төләмигә күчләнгән еди». | |
| Psal | UyCyr | 51:10 | Мән худди барақсан өскән зәйтун дәриғимән, Худаниң өйидә мустәһкәм гүллинип өсимән, Униң меһир-муһәббитигә мәңгү ишинимән. | |
Chapter 52
| Psal | UyCyr | 52:2 | Ахмақлар өз көңлидә «Худа йоқ» дәр, Әслидә улар яман, бузуқлардур. Улардин бирму тоғра йолда маңғучи йоқтур. | |
| Psal | UyCyr | 52:3 | Инсанға нәзәр салар Пәрвәрдигар асмандин, Бармиду дәп, Маңа тәлпүнгән бирәр әқиллик улардин. | |
| Psal | UyCyr | 52:4 | Амма улар бузулған болуп яман, азғучи, Һәтта уларниң бириму әмәс тоғра йолда маңғучи. | |
| Psal | UyCyr | 52:5 | Билмәсму, әҗәва, Худаниң барлиғини яманлар! Улар булап хәлқимни, нандәк езип йәп-жутар, Әсла дуа-тилавәт қилмас Худаға улар. | |
| Psal | UyCyr | 52:6 | Басар уларни шунчә күчлүк вәһимә, Һәтта һечбир қорқунуч йоқ йәрдә. Чүнки, әй Исраил, йәнчиветәр Худа Сени қоршавға алғанларниң устиханлирини. Сән дәрвәқә уятта қалдурисән уларни, Чүнки Худа рәт қилғандур яманлиқ қилғучиларни. | |
Chapter 53
| Psal | UyCyr | 53:5 | Зораван дүшмәнләр қарши чиқмақта маңа, Улар қәст қилмақчи әзиз җенимға. Етивар бәрмәс улар әсла Худаға. | |
| Psal | UyCyr | 53:8 | Әй Пәрвәрдигар, сунай Саңа халис қурванлиғимни, Болғачқа Сән шапаәтлик, мәдһийиләймән намиңни. | |
Chapter 54
| Psal | UyCyr | 54:4 | Салди дүшмәнләр қорқунуч маңа, Яманлар салмақта җәвир-җапа. Шикайәт қилар улар маңа, Ғәзивидин бала яғар бешимға. | |
| Psal | UyCyr | 54:10 | Әй Егәм, қаймуқтуруп явлиримни, Бөлүвәткин бирқанчигә тиллирини. Чүнки көрдүммән шәһиримиздә Зораванниң һәрикити вә җедилини. | |
| Psal | UyCyr | 54:11 | Қаравуллуқ қилар улар кечә-күндүз, Айлинип жүрүп шәһәр сепилини. Һалбуки, қаплиған шәһәрни җинайәт вә шумлуқ, Өз илкигә алған зулум, һейлә вә бузуқчилиқ. | |
| Psal | UyCyr | 54:12 | Қаравуллуқ қилар улар кечә-күндүз, Айлинип жүрүп шәһәр сепилини. Һалбуки, қаплиған шәһәрни җинайәт вә шумлуқ, Өз илкигә алған зулум, һейлә вә бузуқчилиқ. | |
| Psal | UyCyr | 54:13 | Дүшмәнлирим әмәс маңа һақарәт қилғанлар, Болмиса сәвир-тақәт қилар едим. Өчмәнлирим әмәс мени камситқанлар, Болмиса улардин өзәмни қачурар едим. | |
| Psal | UyCyr | 54:15 | Биз сирдаш достлар едуқ, Муқәддәс ибадәтхана һойлисида Җамаәт арисида биллә жүргән едуқ. | |
| Psal | UyCyr | 54:16 | Өлүм дүшмәнлиримни қойниға алсун туюқсизла, Тирик кәтсун улар өлүкләр маканиға, Чүнки яманлиқ макан қурар уларниң диллирида. | |
| Psal | UyCyr | 54:19 | Гәрчә шунчә көп болсиму, Қарши чиққанлар маңа. У қутқузар җәңләрдә мени, Зиян йәткүзмәй җенимға. | |
| Psal | UyCyr | 54:20 | Әзәлдин һөкүм сүрүп кәлгүчи, Аңлап мениң дуалиримни, Селаһ Мәғлуп қилар дүшмәнлиримни. Чүнки улар янмас йолидин, Қорқмас һәм Худайимдин. | |
| Psal | UyCyr | 54:21 | У һәмрайим мушт көтәрди, Өзини дост билгәнләргә. Хилаплиқ қилди у һәм Достиға бәргән вәдисигә. | |
| Psal | UyCyr | 54:22 | Сериқ майдин силиқтур ағзи, Бирақ шумлуққа толғандур дили. Шекәр-шәрбәттәк сөзләр тили, Лекин иштик қиличтәк хәтәрликтур ейтқанлири. | |
| Psal | UyCyr | 54:23 | Пәрвәрдигарға тапшур ғәм-қайғуңни, У қоллап-қувәтләр сени. Пәрвәрдигар жиқитмас һәргиз, Тоғра йолда маңған адәмни. | |
Chapter 55
| Psal | UyCyr | 55:2 | Шәпқәт қилғин маңа, әй Худа. Кишиләр қилип мени дәпсәндә, Күн бойи қийнап, бәкла әзмәктә. | |
| Psal | UyCyr | 55:3 | Дүшмәнлирим зиянкәшлик қилишқа урунмақта. Тәкәббурлишип уларниң нурғунлири, Маңа қарши җедәл чиқармақта. | |
| Psal | UyCyr | 55:4 | Ишәнч қилдим Саңа Худа қорққан чеғимда, Вәдилириң болғач мениң жүригимниң чоңқур қетида. Ишәнчим болғач Худа Саңа әзәлдинла, Қорқмидим, немиму қилалар дәп инсан маңа. | |
| Psal | UyCyr | 55:5 | Ишәнч қилдим Саңа Худа қорққан чеғимда, Вәдилириң болғач мениң жүригимниң чоңқур қетида. Ишәнчим болғач Худа Саңа әзәлдинла, Қорқмидим, немиму қилалар дәп инсан маңа. | |
| Psal | UyCyr | 55:7 | Улар маңа йошурун һалда һуҗумға чиқмақта, Чүшүп мениң изимға һаятимға қәст қилмақта. | |
| Psal | UyCyr | 55:8 | Җазасиз қаларму улар гунайи турупму шунчә! Әй Худа, уларни гумран қилғайсән ғәзивиңдә. | |
| Psal | UyCyr | 55:9 | Хатириләп қойғансән бу сәрсанчилиқлиримни, Тулумға қачилап қойғансән көз яшлиримни, Йезип қойғансән дәптириңгә буларни. | |
| Psal | UyCyr | 55:11 | Улуқлармән Худани вә Униң маңа бәргән вәдилирини, Улуқлармән Егәмни вә Униң маңа ейтқан сөзлирини. | |
Chapter 56
| Psal | UyCyr | 56:2 | Шәпқәт көрсәткин, әй Худа, Шәпқәт көрсәткин маңа. Чүнки мән пана тапармән Сәндә, Қанатлириңниң астида Таки хәвәр өтүп кәткичә. | |
| Psal | UyCyr | 56:4 | У асмандин әвәтәр ниҗатлиғини, Шәрмәндә қилар мени харлиғанларни, Селаһ Көрситәр маңа муһәббити вә садақитини. | |
| Psal | UyCyr | 56:5 | Мән ятармән арисида ширларниң, Адәм гөши йәйдиған ач көзләрниң. Тиллири худди өткүр қилич болса, Нәйзә вә оқлар кәби чишлири уларниң. | |
| Psal | UyCyr | 56:6 | Әй Худа, улуқлуғуң көрситилгәй асман-пәләктә, Шан-шәривиң намайән болғай пүткүл йәр йүзидә. | |
| Psal | UyCyr | 56:7 | Қапқан қурар йоллиримға дүшмәнлирим, Әләмләрдин езилди бу жүрәклирим. Улар ора коливеди йоллиримға, Өзлири чүшти қазған орилириға. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 56:9 | Ойған, әй роһум! Сайра лира, чилтарим! Ойғитайли таңни нәғмә-саз билән, Ойғитайли таңни мәдһийә билән. | |
| Psal | UyCyr | 56:11 | Чүнки мәңгүлүк муһәббитиң асман кәби бепаян, Садақитиң шунчә молдур булутларға тақашқан. | |
Chapter 57
| Psal | UyCyr | 57:3 | Яқ, көңлүңларда яманлиқ ойлап қарар чиқирисиләр, Йәр йүзидә өзәңлар зораванлиқ қилисиләр. | |
| Psal | UyCyr | 57:4 | Яманлар адашқандур балиятқудин чиққандила, Ялғанчилар йолдин азар анисидин туғулупла. | |
| Psal | UyCyr | 57:5 | Зәһәрликтур улар зәһәрлик илан кәби, Җаһиллиғи уларниң нәй авазини аңлимайдиған кобра бәәйни, Илан ойнатқучиниң муңлуқ күйини аңлимас улар қәтъий. | |
| Psal | UyCyr | 57:6 | Зәһәрликтур улар зәһәрлик илан кәби, Җаһиллиғи уларниң нәй авазини аңлимайдиған кобра бәәйни, Илан ойнатқучиниң муңлуқ күйини аңлимас улар қәтъий. | |
| Psal | UyCyr | 57:7 | Әй Худа, уруп сундурувәткин уларниң чишлирини, Әй Егәм, жулувәткин у ширларниң тоңкай чишлирини. | |
| Psal | UyCyr | 57:8 | Улар худди еқип кәткән сулар кәби йоқалсун, Оқ-ялирини бәтлисә, оқи шу ан сунуп кәтсун. | |
| Psal | UyCyr | 57:9 | Аримиздин йоқалсун улар худди қолүлиләр маңғансири ерип йоқалғандәк, Күн көрмисун улар аялниң бойидин чүшүп кәткән бовақтәк. | |
| Psal | UyCyr | 57:10 | Тикән йеқилип очақта қазан сәзгичә иссиғини, Әй Худа, йоқутувәткин уларни — яш-қериларниң һәммисини, | |
| Psal | UyCyr | 57:11 | Яманларни җазалиса Худайим һәққанийлар хуш болар, Яманларниң қенида путлирини жуйиду улар. | |
Chapter 58
| Psal | UyCyr | 58:4 | Җенимни алмақ үчүн улар пайлап жүрмәктә, Нә җинайәт, нә гуналар болсун мениңдә. Вәһшийләр бирлишип маңа сүйиқәст қилмақта, Һеч яманлиқ қилмисамму уларға. Улар тәйяр болмақта маңа һуҗум қилишқа, Кәлгин маңа ярдәм беришкә, Нәзәр селип мениң ушбу һалимға. | |
| Psal | UyCyr | 58:5 | Җенимни алмақ үчүн улар пайлап жүрмәктә, Нә җинайәт, нә гуналар болсун мениңдә. Вәһшийләр бирлишип маңа сүйиқәст қилмақта, Һеч яманлиқ қилмисамму уларға. Улар тәйяр болмақта маңа һуҗум қилишқа, Кәлгин маңа ярдәм беришкә, Нәзәр селип мениң ушбу һалимға. | |
| Psal | UyCyr | 58:6 | Әй Пәрвәрдигар — қудрәтлик Сәрдар Худа, Әй исраилларни таллиған Худа, Кәлгин барлиқ худасизларни җазалашқа, Шәпқәт қилмиғин яман сатқунларға. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 58:8 | Тохтимастин еғизлиридин яманлиқ чиқар, Тиллири уларниң хәнҗәргә охшар, Ичидә «қилғанлиримизни кимму биләр» дәп ойлар. | |
| Psal | UyCyr | 58:12 | Әй қалқинимиз болған Егәм, Һалак қилма уларни, Унтумисун хәлқим уларниң һалини, Қудритиң билән сәрсан қилғин уларни, Йәргә қаратқин уларниң йүзлирини. | |
| Psal | UyCyr | 58:13 | Еғизлири толғандур яманлиққа, Зәһәр тамар тиллиридин уларниң, Яман сөз вә ялғанчилиқлири, Тумшуғидин илгәй тәкәббурлуғиниң. | |
| Psal | UyCyr | 58:14 | Ғәзивиңдә йоқ қил уларни, Қирип ташла қалдурмай бирини. Аян болсун пүтүн дунияға, Яқуп әвлатлириға Худаниң һөкүмран екәнлиги. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 58:17 | Һалбуки, мән күйләймән қудритиңни, Һәр сәһәрдә мәңгүлүк муһәббитиңни. Чүнки Сән мениң қорғинимсән, Еғир күнләрдә панагаһимсән. | |
Chapter 59
| Psal | UyCyr | 59:3 | Әй Худа, йәр билән йәксән қилдиң рәт қилип бизни, Ғәзәпләндиң, әнди қайтур йениңға һәммимизни. | |
| Psal | UyCyr | 59:6 | Амма тиклидиң бәлгү туғи Саңа ихласи барларға, Паналанғай дәп яв оқ-ялиридин қечип униңға. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 59:7 | Оң қолуңда қутқуз бизни қилип бизгә иҗавәт, Өзәң сөйгән бәндилириң тапсун шунда ниҗат. | |
| Psal | UyCyr | 59:8 | Худа шундақ дәйду Өз муқәддәслиги билән: «Шатлиқта хәлқимгә бөлүп беримән Шәкәм диярини, Тәхсим қилип беримән Суккот вадисини. | |
| Psal | UyCyr | 59:9 | Гилъад райони мәнсүптур Маңа, Манассәму һәм тәәллуқ Маңа. Әфрайим — бешимдики дубулғамдур, Йәһуда Мениң сәлтәнәт һасамдур. | |
| Psal | UyCyr | 59:10 | Пут жуюдиған қачидур Моаб Маңа, Чоруғумни ташлаймән Идомға. Чуқан салимән, Филистийә үстидин ғалибә қилғинимға». | |
| Psal | UyCyr | 59:11 | Ким мени Идомға ғалибә билән башлап кирәр, Ким мени у мустәһкәм шәһәргә башлап барар? | |
Chapter 60
| Psal | UyCyr | 60:3 | Чүшкүнлүк басқанда қәлбимни илтиҗа қилимән жирақтин Саңа, Йетәклигин мени паналинидиған егиз қорам ташқа. | |
| Psal | UyCyr | 60:8 | Әй Худа, у мәңгү һөкүм сүрсун көз алдиңда, Қоғдиғай уни муһәббитиң вә садақитиң дайим. | |
Chapter 61
| Psal | UyCyr | 61:4 | Әй яманлар, қачанғичә маңа һуҗум қилисиләр? Қачанғичә һәммиңлар мени өлтүрмәкчи болисиләр? Худди жиқитқандәк қийсийип қалған там, лиңшип қалған қашани, Силәрниң қәстиңлар һәйвәтлик орнумдин жиқитиштур мени. Шунчә амрақ силәр ялғанчилиққа, Бәхит тилигиниңлар билән еғизиңларда, Қарғайсиләр ичиңларда. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 61:5 | Әй яманлар, қачанғичә маңа һуҗум қилисиләр? Қачанғичә һәммиңлар мени өлтүрмәкчи болисиләр? Худди жиқитқандәк қийсийип қалған там, лиңшип қалған қашани, Силәрниң қәстиңлар һәйвәтлик орнумдин жиқитиштур мени. Шунчә амрақ силәр ялғанчилиққа, Бәхит тилигиниңлар билән еғизиңларда, Қарғайсиләр ичиңларда. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 61:9 | Әй халайиқ, һәр дайим ишиниңлар Худаға, Изһар әйләп көңүл вә дәрдиңларни Униңға. Чүнки Пәрвәрдигар бизгә болиду бир панагаһ. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 61:10 | Инсан пәқәт бирла тиниқтур, Шөһритиму униң қуруқтур. Көтирилип кетәр селинса таразиға улар, Чүнки улар бир тиниқтинму йениктур. | |
| Psal | UyCyr | 61:11 | Таянма зомигәрликкә, Үмүт бағлима булаңчилиққа. Әгәрдә байлиғиң көпәйсә, Көңүл бәрмә униңға. | |
| Psal | UyCyr | 61:12 | Худа Сән дедиң: «Күч-қудрәт мәнсүптур Маңа». Тәкитлидиң: «Мәңгүлүк муһәббәт тәвәдур Маңа». Бәрһәқ, Сән қайтурисән һәрбир инсанға, Қилған әмәллиригә яриша. | |
Chapter 62
| Psal | UyCyr | 62:2 | Пәрвәрдигарим етиқат қилимән Саңа, Издәймән Сени интизар болуп, әй Худа. Суға тәшна болған қурғақ, қақас йәр кәби, Тәшна болдум Өзәңгә, вуҗудум интилар Саңа. | |
| Psal | UyCyr | 62:6 | Орнумда йетип Худа Сени ойлисам, Кечилири Сән һәққидә хиял қилсам, Шатлиққа чөмүп мәдһийиләр төкүләр ағзимдин, Қосиғим тойғандәк мол дәстихандин, Роһум тойди Сениң мол илтипатиңдин. | |
| Psal | UyCyr | 62:7 | Орнумда йетип Худа Сени ойлисам, Кечилири Сән һәққидә хиял қилсам, Шатлиққа чөмүп мәдһийиләр төкүләр ағзимдин, Қосиғим тойғандәк мол дәстихандин, Роһум тойди Сениң мол илтипатиңдин. | |
Chapter 63
| Psal | UyCyr | 63:4 | Гоя қилич кәби өткүр уларниң тиллири, Худди оқ-ядәк бәтләклик уларниң зәһәр сөзлири. | |
| Psal | UyCyr | 63:6 | Яманлиқ қилишқа илһамландуруп бир-бирини, Мәслиһәтлишәр өз ара йошурун қапқан қурушни, Ойлайду улар: «Ким билип қалатти бу ишларни». | |
| Psal | UyCyr | 63:7 | Дәйду улар һәрхил сүйиқәст ойлап чиқип: «Мукәммәл план түздуқ бирлишип». Немә дегән сирлиқ һә, инсанниң ички дунияси. | |
| Psal | UyCyr | 63:10 | Қорқунуч басар һәммә инсанларни, Ойлиғанда Худаниң қудритини, Баян қилар Униң карамәтлирини. | |
Chapter 64
| Psal | UyCyr | 64:2 | Һәмдусана оқумақ болуп Саңа, әй Худа, Кишиләр күтмәктә Сени Сионда. Вәдилирини әмәлгә ашурар улар шу җайда. | |
| Psal | UyCyr | 64:5 | Нәқәдәр бәхитликтур, Сән Өзәңгә йеқин қилип таллиған кишиләр, Яшар улар муқәддәс һойлилириңда, Болимиз мәмнун өйүңниң бәрикитидин, Ибадәтханаңниң муқәддәслигидин. | |
| Psal | UyCyr | 64:6 | Улуқ ғалибәң билән Җавап берисән бизгә, Әй Қутқазғучимиз Худа. Үмүтисән барчә инсанниң, Таки четидикиләргичә зиминниң. | |
| Psal | UyCyr | 64:10 | Сән йәргә көңүл бөлүп, Су билән суғирип уни, Бәкму үнүмлүк қилдиң зиминиңни. Суға толтурдуң ериқ, өстәң, дәриялириңни, Ашлиқ билән тәминләшкә бәндилириңни. Сән несип қилдиң шундақ болушни. | |
| Psal | UyCyr | 64:11 | Толтуруп суға чөнәкләрни, Тәкшиләйсән қирлирини. Ямғур билән юмшитип йәрни, Үндүрисән унда мол зираәтләрни. | |
| Psal | UyCyr | 64:12 | Мол һосулни бешиға таҗа қилип тақайсән жилларниң, Бай-баяшат, тоқ болар йәткәнла җайлар қәдимиң. | |
| Psal | UyCyr | 64:13 | Қоюқ вә әлвәк болар даладики отлақлар, Тағ-даванларму белини шатлиқ бәлбеғида бағлар. | |
Chapter 65
| Psal | UyCyr | 65:1 | Әй җаһан әһли, Худаға яңритиңлар алқишлар, Хисләтлирини махтап күй-нахшиға қетиңлар, Һаяҗанда Униңға мәдһийиләр ейтиңлар. | |
| Psal | UyCyr | 65:2 | Әй җаһан әһли, Худаға яңритиңлар алқишлар, Хисләтлирини махтап күй-нахшиға қетиңлар, Һаяҗанда Униңға мәдһийиләр ейтиңлар. | |
| Psal | UyCyr | 65:3 | Әй халайиқ, шундақ дәңлар Худаға: «Нәқәдәр һәйвәтлик-һә қудритиң! Көрситилгәндә карамитиң, әй Худа, Дүшмәнлириң пүкүлүп қалар алдиңда. | |
| Psal | UyCyr | 65:6 | У йол ачти деңизни йерип, Меңип өтти хәлиқләр қурғақ йолдин. Тәнтәнә қилдуқ миннәтдар болуп Худадин. | |
| Psal | UyCyr | 65:7 | Өз қудрити билән мәңгү һөкүм сүриду Худа, Пүткүл инсан ишлири аяндур көз алдида. Бойсунмиғанлар қарши чиқмисун Униңға. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 65:8 | Әй ят хәлиқләр, мәдһийиләңлар Худайимизни, Яңритиңлар Униңға атап һәмдусана, алқишларни. | |
| Psal | UyCyr | 65:12 | Ғалибә қилдурған едиң үстимиздин дүшминимизни. Сән Өзәң судинму, оттинму өткүзүп бизни, Ахири молчилиққа елип кәлдиң хәлқимизни. | |
| Psal | UyCyr | 65:13 | Әй Худа, Саңа вәдә бәргән едим азапта қалғинимда, Қәсәм қилған едим йәлкәмни еғир күн басқинида. Елип кирип ибадәтханаңға көйдүрмә қурванлиқларни, Ада қилимән дәп, Саңа бәргән қәсәмлиримни. | |
| Psal | UyCyr | 65:14 | Әй Худа, Саңа вәдә бәргән едим азапта қалғинимда, Қәсәм қилған едим йәлкәмни еғир күн басқинида. Елип кирип ибадәтханаңға көйдүрмә қурванлиқларни, Ада қилимән дәп, Саңа бәргән қәсәмлиримни. | |
| Psal | UyCyr | 65:15 | Әй Худа, Саңа атап бодалған малларни, Көйдүрмә қурванлиққа беғишлаймән. Қошқар йеғини көйдүрүп, пуритимән, Буқа вә өшкиләрниму Өзәңгә сунимән. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 65:16 | Әй Худаға ихласи барлар, тиңшаңлар сөзүмни, Сөзләп берәй Худаниң маңа көрсәткән карамәтлирини. | |
Chapter 66
| Psal | UyCyr | 66:2 | Бизни бәхитлик қилғайсән Худа, Шәпқитиңни көрситип бизгә, Дидариңниң нурлирини, Чечип бизниң үстимизгә. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 66:5 | Барчә әлни бир Өзәң йетәкләйсән, әй Худа, Һәм уларниң үстидин адил һөкүм чиқирисән, әй Худа, Шуңа барлиқ инсанлар шатлинип алқиш яңратқай Саңа. Селаһ | |
Chapter 67
| Psal | UyCyr | 67:2 | Һәрикәт қилған болса еди Пәрвәрдигар, Дүшмәнлири тери-перәң болар еди. Өчмәнлири һәр тәрәпкә қачар еди. | |
| Psal | UyCyr | 67:3 | Шамал учуруп кәткәндәк ис-түтәкни, Худа җәзмән йоқ қилиду яманларни. Һалак болар яманлар Худа алдида, Худди момдәк ериған отта. | |
| Psal | UyCyr | 67:5 | Худаға һәмдусана ейтиңлар, Намини күй-нахшиға қетиңлар. У булутлар үстидидур, улуқлаңлар, «Мәңгү бар болғучи — Яһдур» Униң нами. Һозурида хошаллиққа чөмүңлар. | |
| Psal | UyCyr | 67:7 | Өй-очақлиқ қилар Худа ғерипларни, Азат қилип үнүмлүк йәргә башлар сүргүнләрни, Лекин қағҗирақ йәргә қалдурар бойсунмиғанларни. | |
| Psal | UyCyr | 67:8 | Әй Синай теғида сөзлигән Худа, Әй исраилларни таллиған Худа, Зимин титирәп, ямғур төкти асман бағридин, Өз қовумуңни чөлләр ара башлап маңғиниңда. | |
| Psal | UyCyr | 67:9 | Әй Синай теғида сөзлигән Худа, Әй исраилларни таллиған Худа, Зимин титирәп, ямғур төкти асман бағридин, Өз қовумуңни чөлләр ара башлап маңғиниңда. | |
| Psal | UyCyr | 67:10 | Әй Худа, зимин вә бәндилириң үстигә, Хасийәтлик ямғуруңни яғдурдуң. Һалсириғанда уларға қувәт бәрдиң. | |
| Psal | UyCyr | 67:11 | Шәпқитиңгә еришкән бәндилириң макан тутти, Езилгән қовумуң Сениң бәрикитиңгә еришти. | |
| Psal | UyCyr | 67:13 | «Падишалар вә уларниң қошунлири қечишти». Өйдә олтарған қиз-аяллар олҗиларни бөлүшти. | |
| Psal | UyCyr | 67:14 | Байлиқ болди һәммисигә бу олҗилар, Бай болди һәтта өй-макансиз падичилар, Егә болди йәнә күмүч қанатлиқ, Алтун пәйлик кәптәрләргә улар. | |
| Psal | UyCyr | 67:15 | Қадир Худа ят шаһларни тери-перәң қилғинида, Қар яққандәк һаләт пәйда болди Залмон теғида. | |
| Psal | UyCyr | 67:17 | Әй һакавур Башан теғи, Нечүн шунчә көрәлмәслик билән қарайсән, Худа макан қилип таллиған Сион теғиға — Худа мәңгү макан тутқан турса униңда? | |
| Psal | UyCyr | 67:18 | Худаниң җәң һарвулири нурғун, сан-санақсиз, Синай теғидин муқәддәс ибадәтханиға кирәр Егимиз. | |
| Psal | UyCyr | 67:19 | Рәббимиз Сән жуқуриға чиққиниңда, Елип кетисән нурғунлиған әсирләрни. Селиқ қобул қилисән инсанлардин, Һәтта Саңа бойсунмаслиқ қилғанлардин, Егәм Худа орун алисән Сиондин. | |
| Psal | UyCyr | 67:20 | Мәдһийиләр болсун Егимизгә, У һәр күни еғирчилиғимизни көтәрмәктә, Пәрвәрдигар Ниҗаткардур бизгә. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 67:22 | Бәрһәқ, Худа кукум-талқан қиливетәр дүшмәнлириниң бешини, Чақар яман йолда меңивәргәнләрниң узун чачлиқ бешини. | |
| Psal | UyCyr | 67:23 | Пәрвәрдигар мундақ деди: «Дүшмәнлиримни қайтуруп келимән Башан дияридин, Елип чиқимән уларни деңизниң чоңқур йеридин. | |
| Psal | UyCyr | 67:24 | Шуниң билән милиниду путлириң қанға — Дүшмәнлириңниң қениға, Улардин алалайду несивисини иштлириңму». | |
| Psal | UyCyr | 67:25 | Әй Худа, Сениң ғалибә қәдәмлириң көрүнмәктә, Әй Худа, мениң Падишайим болған Пәрвәрдигарим — Муқәддәс ибадәтханиға кетиватқиниң көрүнмәктә. | |
| Psal | UyCyr | 67:27 | Җамаәтләр ара алқиш-сада яңритиңлар Худаға, Әй исраиллар, мәдһийә ейтиңлар Пәрвәрдигарға. | |
| Psal | UyCyr | 67:28 | Әйнә у йәрдә кичик Бинямин қәбилиси Уларға башламчи болуп маңмақта. Бардур уларниң кәйнидә сәп түзгән Йәһуда әмирлири, Шундақла Зәбулунниң һәм Нафталиниң әмирлири. | |
| Psal | UyCyr | 67:31 | Җазалиғин қомучлуқтики әшу жиртқуч һайванларни, Буқилар башлап маңидиған мозайлар кәби ят әлләрни. Йәргә урғин биздин күмүч-тәңгә алмақ болғанларни, Тар-мар қилғин һәм ят әлләрдики урушхумарларни. | |
| Psal | UyCyr | 67:33 | Әй җаһандики падишалиқлар, Егимизгә мәдһийә нахша ейтиңлар, Рәббимизни күйүңләргә қетиңлар. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 67:34 | Қедимдин бар болған, асманларда жүридиған, Қудрәтлик авазида асман бағрини ярған, Егимизниң шәнигә күй-нахшилар ейтиңлар. | |
| Psal | UyCyr | 67:35 | Җакалаңлар Пәрвәрдигарниң қудритини, У жүргүзәр Исраил үстидин сәлтәнәтлик һоқуқини, Намайән қилар У һәм асманда күч-қудритини. | |
Chapter 68
| Psal | UyCyr | 68:4 | Пәрият чекип һалим кәтти, Гәллирим қуруп кәтти, Тәлмүрүп Худайимға Көзүмниң нури кәтти. | |
| Psal | UyCyr | 68:5 | Чечимдин көптур мениң, Сәвәпсиз маңа өчләр. Қара чаплар маңа улар, Мени йоқатмақчи болғанлар — Мәндин күчлүк дүшмәнләр. Мән булимиған нәрсини, Қайтуруп бәр дәйду улар. | |
| Psal | UyCyr | 68:7 | Әй Пәрвәрдигар — Қудрәтлик Сәрдар Худа, Мениң сәвәвимдин Үмүтини Саңа бағлап күткәнләр Йәргә қарап қалмиғай. Әй исраилларни таллиған Худа, Саңа тәлпүнгәнләр, Мениң сәвәвимдин Шәрмәндә болмиғай. | |
| Psal | UyCyr | 68:10 | Чүнки муқәддәс өйүңгә болған муһәббитим Орғутиду худди оттәк мениң қәлбимни. Саңа һақарәт қилғанларниң һақарәтлириму, Басти һәм мениң үстүмни. | |
| Psal | UyCyr | 68:14 | Шундақтиму дуа қилимән тохтимай Саңа, Мәңгүлүк муһәббәт болғач Сәндә, Халиған вақтиңда, ишәнчлик ниҗатлиғиңни Дуалиримға җавап қилип, бәргин маңа. | |
| Psal | UyCyr | 68:15 | Қутқуз мени маңа өч болғанлардин, Қутқуз мени петип қалған патқақлиқтин, Қутқуз мени суниң чоңқур қайнимидин. | |
| Psal | UyCyr | 68:16 | Ғәриқ қилма мени кәлкүн сулириға, Жутқузмиғин мени деңиз долқуниға, Йәм қилмиғин мени теги йоқ һаңға. | |
| Psal | UyCyr | 68:17 | Әй Пәрвәрдигар, маңа Өзәң җавап бәргин, Чүнки мәңгүлүк муһәббитиң әвзәл маңа, Меһри чәксиз җамалиңни көрсәт Худа. | |
| Psal | UyCyr | 68:18 | Җамалиңни мән қулуңдин йошурмиғин, Чүнки еғир күн чүшти мениң бешимға. Әй Илаһим, маңа тездин җавап бәргин. | |
| Psal | UyCyr | 68:19 | Әй Пәрвәрдигар, йеқинлашқин маңа, Халас қилип дүшмәнлиримдин, Қутқазғучи болғин җенимға. | |
| Psal | UyCyr | 68:20 | Билисән мениң қандақ һақарәтләнгәнлигимни, Рәсва болуп беһөрмәт қалғанлиғимни, Сән билисән мениң барлиқ дүшмәнлиримни. | |
| Psal | UyCyr | 68:21 | Қәлбимни ярилиди һақарәтләр, Қайғу вә һәсрәтләргә чөмүлдүм. Тәлмүрсәмму һисдашлиқ қиларму дәп бирәри, Яки тәсәлла берәрму дәп бирәрси, Бирәрсиму чиқмиди, йоқтур һечким. | |
| Psal | UyCyr | 68:27 | Чүнки улар техиму зиянкәшлик қилмақта Сән җазалиғанларға, Азап қошмақта Сән зәхмиләндүргәнләрниң азавиға. | |
| Psal | UyCyr | 68:28 | Әй Пәрвәрдигар, җаза қошқин уларниң җазасиға, Һәм адаләтниң несивисини бәрмигин уларға. | |
| Psal | UyCyr | 68:32 | Бундақ қилиш Сени хурсән қилар, Бу Саңа өкүз тәғдим қилғандин әвзәлдур, Мүңгүзлүк вә туяқлиқ буқилардинму әладур. | |
| Psal | UyCyr | 68:34 | Чүнки Худа қулақ салар муһтаҗларниң дәртлиригә, Етиварсиз қаримас азап тартқан бәндилиригә. | |
| Psal | UyCyr | 68:36 | Чүнки Худа қутқузар Сионни, Қайта қурар Йәһудийә шәһәрлирини. У йәр Худаниң хәлқигә мәнсүп болар, Улар шу зиминда һәм маканлишар. | |
Chapter 69
| Psal | UyCyr | 69:3 | Йүзи чүшүп шәрмәндә болсун, Һаятимға қәст қилғанлар. Рәсва болуп арқида қалсун, Җапайимдин шатланғанлар. | |
| Psal | UyCyr | 69:5 | Сәндин хошал болуп, шатлансун, Һәммә тәлпүнгәнләр Саңа. Ниҗатлиғиңни сөйгәнләр, Десун дайим «Улуқтур Худа». | |
Chapter 70
| Psal | UyCyr | 70:3 | Қорам таштәк пана болғин дайим маңа, Сән мениң теғимдурсән қорған кәби, Ирадә қилдиң мени Өзәң қутқузмаққа. | |
| Psal | UyCyr | 70:4 | Егәм мени азат қилғин яманларниң қолидин, Адаләтсиз, рәһими йоқ адәмләрниң алиқинидин. | |
| Psal | UyCyr | 70:6 | Һамилә вақтимдин башлап Саңа таяндим, Анамниң қосиғидин Сән өзәң чиқардиң, Шундин буян мәдһийәмни Саңа атап кәлдим. | |
| Psal | UyCyr | 70:9 | Ташлап кәтмигин мени қерип һалим қалмиғанда, Рәт қилмиғин мени қувитимдин айрилғанда. | |
| Psal | UyCyr | 70:13 | Мени қарилиғучилар шәрмәндә болуп йоқ болсун, Маңа қәст ойлиғанлар рәсва болуп җақ тойсун. | |
| Psal | UyCyr | 70:16 | Ләббәй болуп алдиңда, Мәдһийиләймән бүйүк ишлириңни Рәббим Худа, Җакалаймән һәққаний дәп пәқәт Сенила. | |
| Psal | UyCyr | 70:17 | Әй Худайим, билмигәнни Сән билдүрдүң яшлиғимдин, Карамәтлириңниң җакачиси болуп кәлдим шу чағдин. | |
| Psal | UyCyr | 70:18 | Қерип ақарғанда қара чачлирим, Ташлап кәтмә мени Илаһим. Баян қилай әвлатларға қудритиңни, Сөзләп берәй мәндин кейин кәлгәнләргә, Сениң көрсәткән улуқ мөҗүзилириңни. | |
| Psal | UyCyr | 70:19 | Улуқ карамәтләрни қилған тәңдашсиз Худа, Тақишар адалитиң асман-пәләккә, Кимму қилалар бундақ ишни охшаш Саңа. | |
| Psal | UyCyr | 70:20 | Маңа азап-күлпәтләрни көрсәткиниң, Дәл гөр ағзидин мени тартип елип, Җанландуруп йеңи һаятқа башлиғиниң. | |
| Psal | UyCyr | 70:22 | Илаһим күйләймән Сени челип лира, Садақитиңгә ейтимән һәмдусана, Саңа мәнсүп күйлирим бар чилтаримда, Исраилларни таллиған муқәддәс Худа. | |
Chapter 71
| Psal | UyCyr | 71:4 | Ақлиғучи болуп падиша езилгән мөмүнләргә, Қутулдурғай намратларниң балилирини Һәм бит-чит қилғай залимларни. | |
| Psal | UyCyr | 71:5 | Әй Худа, бәндилириң әвлаттин-әвлатқичә ихлас қилғай Саңа, Таки күн вә ай парлап турғичә асманда. | |
| Psal | UyCyr | 71:6 | Ямғур кәби падишаниң һөкүмранлиғи, Яшартқай йеңидин орулған отлақларни, Йеғин болуп суғарғай йәр-зиминни. | |
| Psal | UyCyr | 71:7 | Ронақ тапқай һәққанийлар униң заманида, Течлиқ болғай зиминда Таки ай нур бериштин тохтиғичә асманға. | |
| Psal | UyCyr | 71:9 | Чөл-баяванда яшаватқанлар тиз пүкәр униңға, Дүшмәнлири мәғлуп болар милинип топа-чаңға. | |
| Psal | UyCyr | 71:10 | Униңға баҗ тапшурар Таршиш вә аралларниң падишалири, Соға тәғдим қилишар Шиба вә Сибаниң шаһлири. | |
| Psal | UyCyr | 71:15 | Яшисун падиша! Униңға Шибаниң алтунлири соға болғай, Дайим дуалар қилинип, күн бойи бәхит тиләнгәй. | |
| Psal | UyCyr | 71:16 | Етизларда зираәтләр мол болғай, Идирларда һәтта башақ охшиғай. Һосуллар Ливан тағлиридики орманлардәк көп болғай, Шәһәр аһалилири яйлақтики чөптәк ронақ тапқай. | |
| Psal | UyCyr | 71:17 | Нами униң мәңгү өчмигәй, Һәр чағ қуяш кәби парлиғай, Бәхит тапқай барлиқ қовумлар униңдин, Һәммә хәлиқләр уни бәхитлик дәп атиғай. | |
| Psal | UyCyr | 71:18 | Махталғай исраилларни таллиған Пәрвәрдигар, Барчә мөҗүзә вә карамәтләр Егиси пәқәт Худадур. | |
| Psal | UyCyr | 71:19 | Мәңгүгә махталғай Униң нам-шәриви, Пүткүл йәр йүзини қаплиғай шан-шәриви. Амин, амин! | |
Chapter 72
| Psal | UyCyr | 72:2 | Яман вә һакавурларниң Ронақ тапқинини көргинимдә, Көрәлмәслик қилдим уларға. Калвалишип путлирим, Путлишип жиқилай дедим шуңа. | |
| Psal | UyCyr | 72:3 | Яман вә һакавурларниң Ронақ тапқинини көргинимдә, Көрәлмәслик қилдим уларға. Калвалишип путлирим, Путлишип жиқилай дедим шуңа. | |
| Psal | UyCyr | 72:8 | Мәсқирә қилар, Зәһәрдәк тиллири билән сөзләйду улар. Мәғрурлинип, «Зулум салимиз силәргә» дәп қорқунуч салар. | |
| Psal | UyCyr | 72:18 | Әй Худа, дәрвәқә, Тейилғақ йәрләргә қойисән уларни, Тейилип парә-парә болар улар ахири. | |
| Psal | UyCyr | 72:20 | Уларниң һаяти чүшкә охшар, Ойғансила һәммиси йоқилар. Уларни көзгә илмайсән әсла, Әй Рәббим, орнуңдин қозғалғанда. | |
| Psal | UyCyr | 72:26 | Теним, қәлбим аҗизлашса әгәрдә, Қувитидур Худа қәлб, тенимниң, Мәңгүлүккә несивәмдур У мениң. | |
| Psal | UyCyr | 72:27 | Шүбһисизки, Һалак болар Сәндин жирақ турғанлар, Йоқ қилисән уларни, Йоқилиду Саңа вапасиз болғанлар. | |
Chapter 73
| Psal | UyCyr | 73:1 | Рәт қилдиң бизни нечүн, әй Худа, Бизни шундақ мәңгү унтуп қаламсән? Сениң илкиңдики биздәк қойлириңға Нечүн ғәзәп отлириңни чачисән? | |
| Psal | UyCyr | 73:2 | Төләм төләп азат қилған қовумиңни әскә алғин, Мүлкүм болсун дәп қутқузған қәбиләңни әскә алғин, Өзәң макан қилған Сион теғини әскә алғин. | |
| Psal | UyCyr | 73:3 | Келип көргин харап болған муқәддәс җайиңни, Дүшмәнләр уруп-чеқип вәйран қилған униңдики нәрсиләрни. | |
| Psal | UyCyr | 73:4 | Дүшмәнлириң давраң селишти муқәддәс җайиңда, Ғалибисигә тәнтәнә қилишти туғлирини қадап унда. | |
| Psal | UyCyr | 73:5 | Өзлирини көз-көз қилишти худди һуҗумчилардәк, Палтилирини ойнитишти худди орман кәскүчидәк. | |
| Psal | UyCyr | 73:7 | Әй Худа, улар муқәддәс җайиңға от қоюшти, Саңа ибадәт қилидиған җайни дәпсәндә қилишти. | |
| Psal | UyCyr | 73:8 | Көңүллиридә ойлап улар «бойсундурайли биз уларниң һәммисини», Көйдүрүвәтти Худаниң зиминдики муқәддәс җайлирини. | |
| Psal | UyCyr | 73:9 | Карамәтлириң ғайип болди аримиздин, Пәйғәмбәрму кәтти жирақ йенимиздин. Қачанғичә давам қилар бу ишлар-һә, Һечким билмәс буни әгәр сорап бақсаң һәммисидин. | |
| Psal | UyCyr | 73:10 | Дүшмәнлириң мәсқирә қилар Сени Худа қачанғичә? Һақарәткә қаларму намиң Сениң әбәткичә? | |
| Psal | UyCyr | 73:11 | Немишкә тартивалдиң қолуңни, еһ Худа оң қолуңни? Қолуңни қойниңдин елип Худа йоқатқайсән уларни! | |
| Psal | UyCyr | 73:12 | Әзәлдин бизгә шаһ болуп кәлгән едиң Худа, Қазанғантиң ғалибиләрни биз үчүн зиминимизда. | |
| Psal | UyCyr | 73:13 | Күчүң билән иккигә бөлгән едиң деңиз сүйини, Ярған едиң униңдики әҗдиһаларниң башлирини. | |
| Psal | UyCyr | 73:14 | Чаққан едиң деңиздики ливятанниң башлирини, Бәргән едиң чөлдики һайванларға озуқ қилип гөшлирини. | |
| Psal | UyCyr | 73:15 | Булақ көзини ечип йәрдин һасил қилғантиң ериқларни, Қурутқантиң тохтимай еқиватқан дәрияларни. | |
| Psal | UyCyr | 73:18 | Есиңдә тутқайсән, әй Пәрвәрдигар, Дүшмәнлириңниң мәсқирә қилғанлирини. Унтумиғайсән, әй Пәрвәрдигар, Әқилсиз хәлиқниң көзгә илмиғанлирини. | |
| Psal | UyCyr | 73:19 | Тутуп бәрмигин вәһший дүшмәнгә панасиз бәндилириңни, Мәңгү унтумиғин езилгән мөмүнлириңниң һаятини. | |
| Psal | UyCyr | 73:20 | Биз билән түзгән келишимиңни есиңгә алғин Худа, Зорлуқ вә зомбулуқлар ямрап кәтти, Зиминдики қараңғулуқ қаплиған булуңларда. | |
| Psal | UyCyr | 73:22 | Аримизға йенип келип, әй Худа, Намиңни қоғдиғина қайтидин. Әқилсиз кишиләрниң һәр дайим Мәсқирә қилғанлирини чиқармиғин ядиңдин. | |
Chapter 74
| Psal | UyCyr | 74:2 | Саңа шүкүр ейтимиз, әй Худа, шүкүр ейтимиз, Чүнки Сән йеқинсән бизгә, Баян қилимиз карамәтлириңни һемишәм. | |
| Psal | UyCyr | 74:9 | Чүнки Пәрвәрдигарниң қолида бир қәдәһ болар, Униңға аччиқ, қайнақ шарап толған болар. Қачанки Худа уни төксә зиминға, Яманлар дурлирини қошуп ичивалар. | |
| Psal | UyCyr | 74:10 | Яқупларни таллиған Худа һәққидә Мән мәңгү гувалиқ беримән, Һәм Униң намиға мунаҗәтләр ейтимән. | |
Chapter 75
| Psal | UyCyr | 75:4 | У шу йәрдә сундурди дүшмәнниң отлуқ оқлирини, Чеқип ташлиди қалқан, қилич вә барлиқ җәң қураллирини. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 75:6 | Дүшминиңниң батурлири булаң-талаң қилинғанда, Қол көтирәлмиди һәтта бирму палвини, Тамам мәңгүлүк уйқиға кәткән еди һәммиси. | |
| Psal | UyCyr | 75:7 | Гүкирәшлириңдин Яқуп етиқат қилип кәлгән, әй Худа, Ат һәм җәң һарвулири туруп қалди уруш мәйданида. | |
| Psal | UyCyr | 75:8 | Қорқушқа тегишликтур пәқәт Сәндинла, әй Худа, Кимму өзини тик туталар ғәзивиңниң алдида? | |
| Psal | UyCyr | 75:9 | Һөкүм елан қилиш үчүн Сән орнуңдин турғиниңда, Йәр-зиминни басти қорқунуч сүкүнати, әй Худа. Җакалидиң асманларда туруп бүйүк һөкүмүңни, Қутқузмақ болуп җаһандики барлиқ езилгәнләрни. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 75:10 | Һөкүм елан қилиш үчүн Сән орнуңдин турғиниңда, Йәр-зиминни басти қорқунуч сүкүнати, әй Худа. Җакалидиң асманларда туруп бүйүк һөкүмүңни, Қутқузмақ болуп җаһандики барлиқ езилгәнләрни. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 75:12 | Ада қилиңлар қәсәм қилғанни Пәрвәрдигариңларға, Соға кәлтүрсун хошна әлләр қорқушқа лайиқ Худаға. | |
Chapter 76
| Psal | UyCyr | 76:3 | Мәшәқәттә Рәббим Саңа тәлпүндүм, Кечилири дуа қилип өтүндүм, Тәсәллигә еришмиди бу көңлүм. | |
| Psal | UyCyr | 76:7 | У кечиләр, ейтқан мунаҗәтлирим билән толған еди, Уларни ойлап көңлүмдә шундақ соаллар пәйда болди: | |
| Psal | UyCyr | 76:11 | Андин мән дедим: «Мени әң азаплайдиғини шуки, Улуқ Худа әнди бешимизни силимайдиған болди». | |
| Psal | UyCyr | 76:17 | Әй Худа, сулар Сени көргинидә Титирәп Сәндин қорққан еди. Деңиз теги ләрзигә кәлгән еди. | |
| Psal | UyCyr | 76:18 | Қара булут көксидин сулар төкүп, Асманму һәм гүлдүрмома гүлдүрлитип, Нур оқлириң чақмақ чеқип етилғанти. | |
| Psal | UyCyr | 76:19 | Қуюнда гүлдүрмомаң гүлдүрлигән еди, Чақмиғиңдин җаһан нурға чөмүлгән еди, Алақзадә болуп йәрму тәвригән еди. | |
| Psal | UyCyr | 76:20 | Сән деңиздин йол ачқан едиң, Улуқ сулардин өтүшкә имкан қилдиң, Лекин әсла көрүнмәс еди изиң. | |
Chapter 77
| Psal | UyCyr | 77:4 | Нәслимиздин йошурмаймиз шуңа уларни, Биз сөзләп беримиз әвлатларға, Худаниң шәрәплик иши вә қудритини, Һәм Униң көрсәткән мөҗүзилирини. | |
| Psal | UyCyr | 77:5 | Пәризлирини чүшәрди У Яқуп нәслигә, Қанунлирини турғузди У һәм исраилларға. «Балаңларға үгитиңлар буларни» дәп, Әмир қилған еди У әҗдадимизға. | |
| Psal | UyCyr | 77:6 | Әвлатлиримиз буларни чоқум билгәй, Һәтта туғулмақчи болған балиларму, Әвлатму-әвлат балилириға үгәткәй. | |
| Psal | UyCyr | 77:8 | Доримисун улар әҗдатлирини — Уларниң бойсунмаслиқ, җаһиллиғини. Сәмимийәтсизлик болмисун диллирида, Садақәтсизлик болмисун уларда. | |
| Psal | UyCyr | 77:20 | Дәрвәқә, У уруведи ташни, Сулар булақтәк етилип чиқти. «Әнди У бизгә нан билән Гөшни берәләмду?» дейишти. | |
| Psal | UyCyr | 77:21 | Аңлап буни Пәрвәрдигар ғәзәпләнди, Яқуп нәслигә ғәзәп оти чүшти, Ғәзиви Униң Исраил нәслигә тәгди. | |
| Psal | UyCyr | 77:27 | Чаң-тозаңдәк яғдурди гөшләрни уларға — Қушларни қондурди деңиз қирғиғидики қумлар кәби әтрапиға. | |
| Psal | UyCyr | 77:30 | Лекин нәпси уларниң техи тоймай турупла, Чайнаватқан гөшлири еғизлирида турғандила, | |
| Psal | UyCyr | 77:31 | Ғәзиви келип Худаниң уларға, Қиривәтти уларниң әң җасур палванлирини, Исраилларниң ярамлиқ яш жигитлирини. | |
| Psal | UyCyr | 77:32 | Көрди шунчә көп көргүлүкни, лекин товва қилмиди, Көрди шунчә көп мөҗүзиләрни, лекин Униңға ишәнмиди. | |
| Psal | UyCyr | 77:33 | Шуңа Худа һаятини уларниң Ахирлаштурди мәнасизлиқ ичидә, Өтти жиллири дәккә-дүккидә. | |
| Psal | UyCyr | 77:38 | Бирақ Худа йәнила рәһимдил болғач, Гуналирини кәчүрүп, йоқатмиди уларни, Қайта-қайта бесивалди ғәзивини, Һәм төкмиди қәһриниң һәммисини. | |
| Psal | UyCyr | 77:40 | Бирақ улар исиян қилғач чөлдә талай қетим, Азаплинип дили Худаниң, болди көңли йерим. | |
| Psal | UyCyr | 77:41 | Улар қайтидин йолдин чиқип синап Худани, Қайғуртти исраиллар етиқат қилип кәлгән Муқәддәс Худаниң жүригини. | |
| Psal | UyCyr | 77:43 | Унтуди улар Худаниң Мисирдики мөҗүзилирини, Зоан түзләңлигидә көрсәткән карамәтлирини. | |
| Psal | UyCyr | 77:44 | Қанға айландуруп қойғач Худа дәриясини уларниң, Ичмәк мүмкин болмиди сулирини дәрияниң. | |
| Psal | UyCyr | 77:49 | Қәһир-ғәзәп, азап, нәпрәт яғди Худадин, Кәлди бу бир түркүм бузғунчи пәриштиләр асмандин. | |
| Psal | UyCyr | 77:51 | Пәрвәрдигар өлтүрүвәтти Мисирда барлиқ тунҗа балиларни, Йәни Һам чедириниң ғурури болған тунҗа оғулларни. У хәлқини пада кәби башлап маңди чопан болуп, Чөл-баяван, җәзиридә падисиға қойчи болуп. | |
| Psal | UyCyr | 77:52 | Аман-есән қилғач Худа уларни, Қорқунучтин хали маңди йолини, Ғәриқ қилди деңизға дүшмәнлирини. | |
| Psal | UyCyr | 77:53 | Аман-есән қилғач Худа уларни, Қорқунучтин хали маңди йолини, Ғәриқ қилди деңизға дүшмәнлирини. | |
| Psal | UyCyr | 77:55 | Худа қоғлаветип у йәрдин ят әлләрни, Исраилларға бөлүп бәрди йәрлирини. Исраил қәбилисигә елип бәрди өйлирини. | |
| Psal | UyCyr | 77:57 | Әҗдатлиридәк йолдин тейип вапасизлиқ қилди улар, Ишәнчсизликтә худди егилип кәткән оқ-яға охшар. | |
| Psal | UyCyr | 77:58 | Егизликтә қуруп ибадәтгаһлар, Ясап униңға һәрхил бутлар, Кәлтүрди улар Худаниң аччиғини, Өртиди Худаниң жүригини. | |
| Psal | UyCyr | 77:61 | Қудритини тапшурди У әсирликкә, Шөһритини бәрди һәм дүшмәнләргә. Ташлап бәрди Өз қовумини қилич астиға, Чачти һәм ғәзивини улар бешиға. | |
| Psal | UyCyr | 77:69 | Қурулди муқәддәс ибадәтгаһ асман-пәләк, Мәзмут вә әбәдийдур асман-зимин яралғандәк. | |
| Psal | UyCyr | 77:71 | Йәни беқиштин сағлиқ қойларни, Чақирди беқишқа Яқуп қовумини — Өзигә мәнсүп болған исраилларни. | |
Chapter 78
| Psal | UyCyr | 78:1 | Әй Худа, ят әлләр бесип кирди зиминиңға, Улар булғап муқәддәс ибадәтханаңни, Харабигә айландурди Йерусалимни. | |
| Psal | UyCyr | 78:2 | Асмандики қушларға йәм қилди улар, Қуллириңниң җәсәтлирини. Ташлап бәрди даладики һайванларға, Мөмүн бәндилириңниң әтлирини. | |
| Psal | UyCyr | 78:3 | Йерусалимда дәрия қилип еқитти улар, Хәлқиңниң қанлирини. Бирәр тирик җанниму қалдурмиди һәтта, Көмгили җәсәтлирини. | |
| Psal | UyCyr | 78:8 | Биздин алма сориғини гуна қилса әҗдадимиз, Бизгә тезирәк рәһим қилғин, Бәкму начар чүнки бизниң әһвалимиз. | |
| Psal | UyCyr | 78:9 | Әй Ниҗаткаримиз Пәрвәрдигар, Шөһрити үчүн намиңниң, Болғин бизгә мәдәткар. Кәчүргәйсән гунайимизни, Намиң үчүн қутқузғин бизни. | |
| Psal | UyCyr | 78:10 | «Қени уларниң Худаси?» дәп, Ят әлләр мазақ қилса боламду? Қирғин қилған турса улар қуллириңни, Көрсәт бизгә уларни җазалиғанлиғиңни. | |
| Psal | UyCyr | 78:12 | Әй Егәм, Саңа қилған һақаритини хошна әлләрниң, Йәттә һәссә ашуруп өзигә бәр уларниң. | |
Chapter 79
| Psal | UyCyr | 79:2 | Әй исраилларға қойчи болуп йол башлиғучи, Йүсүп нәслини қой падисидәк йетәклигүчи, Керублар оттурисида тәхттә олтарғучи, Өтүнәй бизгә қулақ салғин, Шан-шәрәплик нуруңни чачқин. | |
| Psal | UyCyr | 79:5 | Әй Пәрвәрдигар — қудрәтлик Сәрдар Худа, Ғәзивиңдин қобул көрмәй дуайимизни, Қачанғичә рәт қиларсән бизләрни? | |
| Psal | UyCyr | 79:7 | Қилдиң хошна әлләргә бизни талишиш нишани, Дүшмәнлиримиз өз ара мәсқирә қилишар бизни. | |
| Psal | UyCyr | 79:8 | Әй қудрәтлик Сәрдар Худа, Қайта гүлләт бизни, Көрсәткин бизгә дидариңни, Шунда тапармиз ниҗатлиқни. | |
| Psal | UyCyr | 79:14 | Ормандики явайи тоңғуз уни харап қилмақта, Даладики һайванатлар униңдин озуқланмақта. | |
| Psal | UyCyr | 79:15 | Әй қудрәтлик Сәрдар Худа, Қайта кәлгин йенимизға. Асмандин нәзәр селип үзүмзарлиққа, Ғәмхорлуқ қилғин үзүм ғоллириға. | |
Chapter 80
| Psal | UyCyr | 80:2 | Күч-қувитимиз болған Худаға, Шатлиқта мәдһийиләр ейтиңлар. Яқуп етиқат қилип кәлгән Худани Хуш болуп күй-нахшиға қетиңлар. | |
| Psal | UyCyr | 80:3 | Чилтар, дап, муңлуқ лирани елип қолуңларға, Мәдһийә нахшаңларни тәңкәш қилип ейтиңлар. | |
| Psal | UyCyr | 80:6 | Йүсүп нәслини Мисирдин елип чиққан вақтида, Буни исраилларға қанун қилип бәкиткәндур. Мән натонуш бир авазни аңлидим: «Униң мүрисини жүктин бекар қилдим, Қоллирини севәттин азат қилдим. | |
| Psal | UyCyr | 80:7 | Йүсүп нәслини Мисирдин елип чиққан вақтида, Буни исраилларға қанун қилип бәкиткәндур. Мән натонуш бир авазни аңлидим: «Униң мүрисини жүктин бекар қилдим, Қоллирини севәттин азат қилдим. | |
| Psal | UyCyr | 80:8 | Қистаңчилиқта налә қилсаң, Мән сени қутулдурдум. Қара булутлар арисидин саңа җавап бәрдим, Мирибада аққан су бойида сени синидим. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 80:11 | Силәрни Мисирдин елип чиққан Пәрвәрдигариңлар Мәндурмән. Еғизиңларни ачсаңлар, Бәрикәткә толтуримән. | |
| Psal | UyCyr | 80:13 | Шуңа Мән қоювәттим уларни өз тәрсалиғиға, Меңивәрди дәссәп улар өзи халиған йолларға. | |
| Psal | UyCyr | 80:15 | Дүшмәнлирини уларниң тезла баш әгдүрәр едим, Рәқиплиригә қудритимни билдүрүп қояр едим. | |
Chapter 81
Chapter 82
| Psal | UyCyr | 82:3 | Чүнки Саңа өч болғанлар, Баш көтирип чиқмақта. Саңа дүшмән болғанлар, Шунчә давраң салмақта. | |
| Psal | UyCyr | 82:4 | Улар қувлуқ ишлитип, Сүйиқәст қилар хәлқиңгә. Қарши план түзүшәр, Сән қәдирлигәнләргә. | |
| Psal | UyCyr | 82:5 | Дәйду улар: «Җүрүңлар, барчә қовум қатаридин йоқ қилайли исраилларни, Елинмисун иккинчи еғизимизға уларниң нами». | |
| Psal | UyCyr | 82:10 | Әй Худа, Сән мидянлиқларға, Қишон дәриясида Сисира вә Ябинға Қандақ тақабил турған болсаң, Шундақ тақабил турғин уларға. | |
| Psal | UyCyr | 82:12 | Һалак қилғайсән уларниң Бәглирини Ореб вә Зиебтәк, Әмирлирини Зәбах һәм Залмуннадәк. | |
| Psal | UyCyr | 82:13 | Чүнки улар мундақ дегән еди: «Өзимизниң мүлки қиливалайли Худаниң чимән-яйлақлирини». | |
| Psal | UyCyr | 82:14 | Әй Илаһим, сәрсән қиливәт уларни Боранда қалған қамқақтәк. Сорувәткин уларни Шамалда қалған самандәк. | |
| Psal | UyCyr | 82:15 | Көйдүрүвәткин уларни — Отқа охшаш орманлиққа туташқан, Ялқун кәби тағ бағриға ямашқан. | |
Chapter 83
| Psal | UyCyr | 83:3 | Сеғинип шунчилик болдум мән тәшна, Әй Егәм, ибадәтханиниң һойлилириға. Болмақта қәлбим вә җисмим шунчә интизар, Һаятлиқ булиғи болған бирдин-бир Худаға. | |
| Psal | UyCyr | 83:4 | Маңа шаһ болған әй қудрәтлик Сәрдар Худа, Қурванлиқ супаңниң әтраплириға, Һәтта қушқачлар салди уга, Қарлиғачму җай тапти балилирини беқишқа. | |
| Psal | UyCyr | 83:5 | Нәқәдәр бәхитлик ибадәтханаңда болғанлар, Тохтимастин Саңа һәмдусана оқуватқанлар. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 83:6 | Нәқәдәр бәхитлик Сәндин күч-қудрәт тапқанлар, Қәлбидин Сионни тавап қилишқа интизар болғанлар. | |
| Psal | UyCyr | 83:7 | Жиға-зар қаплиған қурғақ җилғидин өткәндә улар, У йәрни булақлиқ маканға айландурар, У йәр күз ямғурлири билән бәрикәтлинәр. | |
| Psal | UyCyr | 83:8 | Маңғансири улар қувәт үстигә қувәт тапар, Сионға йетип берип, Худаниң һозурида һазир болар. | |
| Psal | UyCyr | 83:9 | Әй Пәрвәрдигар — қудрәтлик Сәрдар Худа, Қулақ салғин дуалиримға. Тиңшиғин илтиҗайимни, Әй Яқупни таллиған Худа. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 83:11 | Бәрһәқ ибадәтханаңда өткән бир күн, Әвзәлдур башқа йәрдә өткән миң күндин. Әла билимән Худа өйиниң босуғисида турушни, Яманларниң раһәт-парағәтлик өйидә яшаштин. | |
| Psal | UyCyr | 83:12 | Бизгә қуяш, қалқандур Пәрвәрдигар Егимиз, Ата қилар У шан-шөһрәт вә шапаәт. Дурус йолда маңғанлардин, Айимас яхшилиғини та әбәт. | |
Chapter 84
| Psal | UyCyr | 84:2 | Нәзириң тәккән зиминға илтипат әйләп әй Егәм, Қайта гүлләп-яшнатқан едиң жутини Яқупниң. | |
| Psal | UyCyr | 84:5 | Бизгә ниҗатлиқ берип кәлгән әй Худа, Бизгә болған аччиғини қайтуруп, Алғин бизни қайтидин Өз меһриңниң қойниға. | |
| Psal | UyCyr | 84:9 | Қулақ салай Худаниң сөзлиригә, Хатирҗәмлик, аманлиқ бериду Егәм Өз хәлқи вә садақәтмәнлиригә, Маңмисун дәп хата йолда улар йәнә. | |
Chapter 85
| Psal | UyCyr | 85:2 | Саңа садиқ бәндәңниң сақлап қалғин җенини. Қутқузувалғин, пәқәтла Саңа таянған қулуңни. Чүнки Сәнла бирдин-бир мениң Худайимсән. | |
| Psal | UyCyr | 85:5 | Әй Рәббим, бәрһәқ Сән меһриван вә кәчүрүмчан, Меһриң чәксиз илтиҗа қилғанларға һәр қачан. | |
| Psal | UyCyr | 85:6 | Әй Пәрвәрдигар, көңүл бөлгин мениң дуайимға, Қулақ салғин шәпқәт сориған илтиҗайимға. | |
| Psal | UyCyr | 85:7 | Сеғинимән Рәббим Сени күн чүшкәндә бешимға, Чүнки Сән җавап берип кәлдиң маңа дайима. | |
| Psal | UyCyr | 85:11 | Пәрвәрдигар, үгәткин маңа йолуңни, Әгишип Саңа һәқ йолда яшай. Қаратқин Өзәңгила бу қәлбимни, Чин дилимдин Саңа ихлас қилай. | |
| Psal | UyCyr | 85:13 | Чүнки қутқуздуң җенимни өлүкләр дәргаһидин, Өзгәрмәс муһәббитиң шунчә чәксиз болғач маңа. | |
| Psal | UyCyr | 85:14 | Әй Худа, маңа қарши туриду мәнмәнчиләр, Җенимни алмақ үчүн издәр мени вәһшийләр. Көзгә илип қоймас Сени қилчә улар. | |
| Psal | UyCyr | 85:15 | Лекин Рәббим рәһимдил, шәпқәтликсән, Асанлиқчә ғәзәпләнмәйсән, Меһир-муһәббәт, садақәттә чәксизсән. | |
| Psal | UyCyr | 85:16 | Һалимға бақ, маңа шәпқәт әйлигин, Мәндәк қулуңға күч-мағдир ата қилғин, Мән қулуңни мәшәққәттин қутқузғин. | |
Chapter 86
| Psal | UyCyr | 86:2 | Муқәддәс тағлар ара Худа қурған шәһәр турар. Пәрвәрдигар Исраилниң барлиқ җайлиридин Сион шәһирини әң яхши көрәр. | |
| Psal | UyCyr | 86:4 | Рахаблиқ вә бабиллиқлар бардур Мени тонуғанлар арисида, Филистийәлик, Тирлиқ һәм Ефийопийәликму шу қатарда. Дәймән улар һәққидә: «Бу адәмләр туғулған Сионда». | |
| Psal | UyCyr | 86:5 | Сион тоғрилиқ мундақ ейтилар: «Сионда туғулған һәр милләттин болғанлар», Улуқ Худа Өзи Сионни пухта қилар. | |
| Psal | UyCyr | 86:6 | Ят қовумни язғинида тизимға Пәрвәрдигар: «Бу киши Сионда туғулған» дәп йезип қояр. Селаһ | |
Chapter 87
| Psal | UyCyr | 87:6 | Өлүкләрдин һечбир пәриқсизмән, Теним қәбирдики мурдидәкла. Унтулғанмән өлүкләрдәк, Меһриңдин мәһруммән улардәкла. | |
| Psal | UyCyr | 87:8 | Йәлкәмни басти жүк болуп Сениң қәһриң, Маңа қаттиқ зәрбә болди һаят долқунлириң. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 87:9 | Жирақ қилдиң мениңдин достлиримни, Жиргәндүрдүң мениңдин һәм уларни, Қамап қойдуң чиқалмас қилип мени. | |
| Psal | UyCyr | 87:10 | Әй Пәрвәрдигар, көзлирим хирәләшти азапта, Һәр күни қилимән Саңа илтиҗа, Қоллиримни көтирип дуаға. | |
| Psal | UyCyr | 87:11 | Өлүкләргә көрсәтмәкчимусән карамәтлириңни? Мурдилар орнидин туруп мәдһийәләрму Сени? Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 87:12 | Қәбридә кимму баян қилсун мәңгүлүк муһәббитиңни? Өлүкләр маканида кимму махтисун садақитиңни? | |
| Psal | UyCyr | 87:16 | Езилип тас қалғантим өлүшкә яш чеғимдин, Қийнилип петип қалдим үмүтсизликкә дәһшитиңдин. | |
Chapter 88
| Psal | UyCyr | 88:2 | Пәрвәрдигар мәңгүлүк муһәббитиңни әбәдий күйләймән, Садақитиңни әвлаттин-әвлатқичә баян әйләймән. | |
| Psal | UyCyr | 88:4 | Рәббим, Сән дедиңки: «Талливалған бәндәм билән келишим қилдим, Қулум болған Давутқа қәсәм қилдим. | |
| Psal | UyCyr | 88:5 | Сениң әвлатлириңни әбәдий падишаллиққа егә қилимән, Нәслиңниң тәхткә варислиқ қилишиға капаләтлик қилимән». Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 88:6 | Әй Егәм, асманларда мөҗүзилириң тәбриклинәр, Садақитиң пәриштиләр арисида мәдһийилинәр. | |
| Psal | UyCyr | 88:9 | Әй Худа — қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар, Саңа охшаш қудрәт Егисидин йәнә ким бар? Әтрапиңни садақәтлик орап турар. | |
| Psal | UyCyr | 88:10 | Деңиз қанчә мәғрур болсун, Сән униңға һөкүмрансән, Өркәшлисә долқун ясап уни бесип тиничландурисән. | |
| Psal | UyCyr | 88:13 | Яратқансән шимал, җәнуп вә улардики һәммини, Шатлиқта намиңни күйләр Табор, Хәрмон чоққилири. | |
| Psal | UyCyr | 88:15 | Тәхтиңниң һули болса һәққанийлиқ адаләттур, Муһәббәт вә садақәтлик һөкүмранлиғиңниң һәмрайидур. | |
| Psal | UyCyr | 88:16 | Тәнтәнә, алқишларни қилған хәлиқ бәхитлик һесаплинар, Яшар улар һозуруңниң нурида, әй Пәрвәрдигар. | |
| Psal | UyCyr | 88:18 | Уларниң күч-қувәт, шан-шәриви Сәндин келәр, Шапаитиң болғач улар дайим ғалибә қилар. | |
| Psal | UyCyr | 88:19 | Бәрһәқ, бизниң падишайимиз мәнсүптур Пәрвәрдигарға, Тәвәдур исраилларни таллиған муқәддәс Худаға. | |
| Psal | UyCyr | 88:20 | Бир аяниңда мундақ дегән едиң садиқ Өз бәндәңгә: «Мән бир палванға ярдимимни йәткүздүм, Әл арисидин уни таллап, көтәрдим. | |
| Psal | UyCyr | 88:21 | Демәк, қулум Давутни таптим, Муқәддәс мейимни сүркәп бешиға, Уни силәргә падиша қилип тиклидим. | |
| Psal | UyCyr | 88:27 | У Маңа дуа қилип дедики: ‹Сән мениң Атам, Худайимдурсән, Ниҗаткарим, қорам тешимдурсән›. | |
| Psal | UyCyr | 88:30 | Әвлатлирини әбәдий падишалиққа егә қилимән, Тәхтини униң асман кәби давам қилдуримән. | |
| Psal | UyCyr | 88:39 | Бирақ һазир Сән уни рәт қилип ташлавәттиң, Өзәң таллап бәкиткән падишаға ғәзәпләндиң. | |
| Psal | UyCyr | 88:47 | Әй Пәрвәрдигар, Қачанғичә Өзәңни мәндин қачурисән? Қәһир-ғәзәп отуңни қачанғичә көйдүрисән? | |
| Psal | UyCyr | 88:50 | Әй Рәббим, Садақәттә Давутқа қилған вәдилириң нәләрдә қалди? Бурун көрсәткән меһир-муһәббитиң қәйәрдә қалди? | |
| Psal | UyCyr | 88:51 | Қулуң учраватқан мәсхириләрни әскә алғайсән, Барчә әлниң маңа қилған һақарәтлирини көргәйсән! | |
Chapter 89
| Psal | UyCyr | 89:3 | Тағлар бәрпа қилинмастинла, Зимин вә аләм яритилмастинла, Өзәң Худа едиң әзәлдинла, Мәңгүгә Худадурсән йәнила. | |
| Psal | UyCyr | 89:5 | Бәрһәқ, Сән үчүн миң жил гоя Түнүгүн өткән бир күндәкла, Яки кечидики бир нәччә сааттәкла. | |
| Psal | UyCyr | 89:6 | Инсанни елип кетисән кәлкүндәк, Униң өмри түгәр гояки чүштәк, Таң сәһәрдә үнүп чиққан майсидәк. Майсилар үнүп чиқар сәһәрдә, Солишип кетәр ахшамғичә. | |
| Psal | UyCyr | 89:10 | Өмримиз йәтмиш жилчә болар, Сәксәнгә улишар мағдири барлар. Амма әң яхши чағлиримизму Җапа вә қайғуда өтәр, Күнлиримиз көзни жумуп ачқичә түгәр, Һаятимиз учқандәк өтүп кетәр. | |
| Psal | UyCyr | 89:13 | Әй Егәм, өтүнәй мән, қайтип кәлгин аримизға, Қачанғичә яшаймизки муһтаҗ болуп шәпқитиңгә? Рәһим әйлә Сени сөйгән бәндилириңгә! | |
| Psal | UyCyr | 89:14 | Һәр сәһәрдә қандурсаң гәр бизни чин муһәббитиңгә, Һәр күн алқиш яңратқаймиз Сениң қутлуқ шәниңгә. | |
| Psal | UyCyr | 89:15 | Бизгә қанчә узун азап салған болсаң, Бизни қандақ күлпәтләргә қойған болсаң, Әнди шунчә күлкә, шатлиқ бәргин бизгә. | |
Chapter 90
| Psal | UyCyr | 90:3 | Бәрһәқ, Худа қутқузар сени қилтақчиниң қилтақлиридин, Қирғин қилғучи ваба кесилидин. | |
| Psal | UyCyr | 90:4 | Бүркүт кәби У қанатлири астиға алар сени, Сән үчүн пана болар Униң қанатлири, Қалқан вә қорғиниң болар садақити. | |
| Psal | UyCyr | 90:7 | Гәрчә миңлиған кишиләр жиқилсиму бу йениңда, Он миңлиған җәсәтләр ятсиму у йениңда, Бала-қазалар һеч йеқинлашмас саңа. | |
| Psal | UyCyr | 90:14 | Дәйдуки Пәрвәрдигар: «Мени сөйгәнлиги үчүн уни қутқузимән. Мени тонуғанлиғи үчүн қоғдаймән. | |
| Psal | UyCyr | 90:15 | Җавап беримән илтиҗа қилғинида, Униң билән биллә болимән еғир күнлиридә, Қутқузуп уни сазавәр қилимән шөһрәткә. | |
Chapter 91
| Psal | UyCyr | 91:2 | Әй Пәрвәрдигар, нәқәдәр бәхиттур Саңа шүкүр ейтиш, Әй улуқ Худа, нәқәдәр бәхиттур намиңни нахшиға қетиш. | |
| Psal | UyCyr | 91:5 | Чүнки мени шатландурдуң карамәтлириңдә, әй Худа, Маңа қилған әҗриңдин нахша ейтармән хошаллиқта. | |
| Psal | UyCyr | 91:6 | Әй Пәрвәрдигар, нәқәдәр бүйүк Сениң мөҗүзилириң. Шунчилик йүксәк, нийәт, мәхсәтлириң. | |
| Psal | UyCyr | 91:8 | Гәрчә от-чөп өскәндәк тез өссиму яманлар, Шунчә гүлләп яшнисиму һәм барлиқ пәскәшләр, Лекин мәңгүлүк һалакәткә дучардур улар. | |
| Psal | UyCyr | 91:10 | Мана қара, дүшмәнлириң муқәррәрки һалак болар, Тери-перәң болиду һәм яманлиқ қилғучилар. | |
| Psal | UyCyr | 91:11 | Лекин явайи буқидәк күчләндүрдүң Сән мени, Һәм бешимға сүркидиң роһландурғуч мейини. | |
| Psal | UyCyr | 91:13 | Худди хорма дәриғидәк гүлләп яшнар һәққанийлар, Һәм йәнә Ливандики кедир дәриғидәк айнип өсәр. | |
Chapter 92
| Psal | UyCyr | 92:1 | Һөкүмрандур Пәрвәрдигар, Һәйвәт Униң йепинчиси, Оралғандур улуғварлиқ, Қудрәт Униң бәл потиси. Мәзмут қилинған дуния, Тәврәнмәс у әсла. | |
| Psal | UyCyr | 92:3 | Әй Пәрвәрдигар, Шақиримақта деңиз сулири, Яңримақта шавқунлири, Гүлдүрлимәктә долқунлири. | |
| Psal | UyCyr | 92:4 | Деңизларниң гүлдүрләшлиридин, Долқунларниң жулқунушлиридин, Қудрәтликтур асмандики Пәрвәрдигар. | |
Chapter 93
| Psal | UyCyr | 93:10 | Ят әлләрни җазалиғучи Худа җазалимасму силәрни? Инсанға әқил үгәткүчи тәрбийилимәсму адәмни? | |
| Psal | UyCyr | 93:12 | Бәхитликтур Сән тәрбийилигән киши, әй Пәрвәрдигар, Инсан тәрбийәңдин, тәлимиңдин бәхит тапар! | |
| Psal | UyCyr | 93:15 | Һөкүм-пәрман һоқуқи қайтар һаман адаләткә, Қәлби паклар һимайә қилар адаләтниң кәйнидә. | |
| Psal | UyCyr | 93:16 | Яманлардин қоғдайду мени ким чиқип оттуриға? Ким турар мән тәрәптә қарши һалда яманларға? | |
| Psal | UyCyr | 93:17 | Әгәр ярдәм бәрмигән болса еди маңа Худа, Ятар едим җим-җитлиқ қаплиған өлүкләр маканида. | |
| Psal | UyCyr | 93:20 | Саңа дост болалмас чирикләшкән әмәлдарлар, Қанунни қалқан қилар қилғанлирида әски ишлар. | |
Chapter 94
| Psal | UyCyr | 94:1 | Нахша ейтайли, келиңлар, Пәрвәрдигарға беғишлап, Қорам таштәк Қутқазғучи Худани мәдһийиләйли алқишлап. | |
| Psal | UyCyr | 94:2 | Һозуриға Худаниң шүкүр ейтип кирәйли, Тәнтәнә билән Униңға нава қилип мәдһийиләр ейтайли. | |
| Psal | UyCyr | 94:3 | Чүнки Худа — Егимиз Пәрвәрдигар улуқдур, У бир бүйүк Падиша, барлиқ «илаһлардин» үстүндур. | |
| Psal | UyCyr | 94:5 | Деңиз-океанлар тәвәдур Худаға, У яратқан уларни, Зимин Униңға мәнсүптур, қоллири вуҗутқа кәлтүргән уни. | |
| Psal | UyCyr | 94:7 | Чүнки У бизниң Худайимиздур, Биз Униң ғәмхорлуғидики қовумдурмиз, У пәрвиш қиливатқан қойлиридурмиз. | |
| Psal | UyCyr | 94:8 | Бүгүн Униң авазиға қулақ салсаңлар әгәр, У дәрки: «Җаһил болмаңлар әҗдадиңлар Мирибада болғинидәк, Чөл-баяван Массаһта тәрсалиқ қилғинидәк. | |
| Psal | UyCyr | 94:9 | Ата-боваңлар әйнә шу йәрдә Мени синиған еди, Мөҗүзилиримни көрүп турупму Мени тәкшүргән еди. | |
| Psal | UyCyr | 94:10 | Мән қириқ жилғичә жиркинип әҗдатлириңлардин, Дедимки: ‹Уларниң қәлби жирақтур Мәндин, Маңмас улар Мениң йолумдин›. | |
Chapter 95
| Psal | UyCyr | 95:1 | Йеңи нахша ейтиңлар Пәрвәрдигарға беғишлап, Әй җаһан әһли, яңритиңлар ғәзәлләр Униңға атап. | |
| Psal | UyCyr | 95:4 | Улуқ болғач Пәрвәрдигар дайима, У лайиқтур һәссиләп мәдһийилинишкә, Үстүн болғач У ғәйри илаһлардин, Пәқәт Ула әрзийду әйминишкә. | |
| Psal | UyCyr | 95:6 | Орап турар шан-шәрәп вә бүйүклүк Уни, Қудрәт вә гөзәлликкә толғандур Униң тураргаһи. | |
| Psal | UyCyr | 95:8 | Пәрвәрдигар шәрипигә мунасип һәмдусана оқуңлар, Худаниң ибадәтхана һойлисиға һәдийә билән кириңлар. | |
| Psal | UyCyr | 95:9 | Әй җаһан әһли, Пәрвәрдигардин қорқуңлар, Парлақ муқәддәс Пәрвәрдигарға сәҗдә қилиңлар, | |
| Psal | UyCyr | 95:10 | Ейтиңлар әлләр ара: «Пәрвәрдигар әң алий һөкүмрандур, У сорар хәлиқләрни адаләттә. Бәрһәқ, дуния мустәһкәм тәврәнмәстур». | |
| Psal | UyCyr | 95:11 | Шатлансун йәр-җаһан, хуш болсун асманлар, Тәнтәнә қилишсун деңиз вә униңдики җанлиқлар. | |
Chapter 96
| Psal | UyCyr | 96:1 | Әң алий һөкүмрандур Пәрвәрдигар, Хошал болсун буниңдин һәммә хәлиқләр, Шатлансун һәтта әң жирақтики әлләр. | |
| Psal | UyCyr | 96:2 | Сирлиқ вә йошурун ара турар Пәрвәрдигар, Һәққанийәт, адаләттә тәхти Униң мәзмут турар. | |
| Psal | UyCyr | 96:7 | Шәрмәндиликтә қалар ахир бутпәрәсләр, Әрзимәс бутлирини махтиғанлар. Пәрвәрдигарға сәҗдә қилар барлиқ «илаһлар». | |
| Psal | UyCyr | 96:8 | Әй Пәрвәрдигар, Шатланди адалитиңдин пүтүн Йәһудийә шәһәрлири, Хошаллиққа чөмди Сион аңлап һөкүмлириңни. | |
| Psal | UyCyr | 96:9 | Бәрһәқ, әй Пәрвәрдигар, Җаһанға һөкүмран улуқ Худадурсән, Ғәйри илаһлардин шу қәдәр үстүндурсән. | |
| Psal | UyCyr | 96:10 | Әй Пәрвәрдигарни сөйгәнләр, өч көрүңлар яманлиқни, Пәрвәрдигар қоғдар Өз садақәтмәнлириниң җенини, Қутқузар яманларниң чаңгилидин У садиқларни. | |
Chapter 97
| Psal | UyCyr | 97:1 | Пәрвәрдигарға беғишлап ейтиңлар йеңи нахша, Чүнки әҗайип мөҗүзиләр Егисидур Худа, Муқәддәс билиги, оң қоли ғалибә бәргәндур Униңға. | |
| Psal | UyCyr | 97:3 | У йәткүзди исраилларға меһир вә муһәббитини, Унтумиди әсла исраилларға болған садақитини, Барчә хәлиқ көрди һәм Егимизниң утуғини. | |
| Psal | UyCyr | 97:4 | Әй барчә инсанлар, алқиш яңритиңлар Худаға, Хуш болуп мәдһийиләр ейтиңлар нахшаңларда Униңға. | |
| Psal | UyCyr | 97:5 | Худаға атап лира билән нәғмә-нава қилиңлар, Һәм Униңға лира билән нахша-ғәзәл ейтиңлар. | |
| Psal | UyCyr | 97:6 | Яңритиңлар алқишлар Падишайимиз Худаға, Алқишимиз болсун Униңға канай билән бурғида. | |
| Psal | UyCyr | 97:7 | Җошқунлисун деңиз вә униңдики җанлиқлар, Қилсун қизғин тәнтәнә зимин йәнә җанлиқлар. | |
| Psal | UyCyr | 97:8 | Чавак чалсун Худаға хошаллиқтин дәриялар, Шатлиқ билән Худани күйгә қатсун һәм тағлар. | |
Chapter 98
| Psal | UyCyr | 98:1 | Әң алий һөкүмрандур Пәрвәрдигар! У керублар оттурисида тәхттә олтирар, Униңдин әйминип титирисун пүткүл қовумлар, Һәйвисидин зил-зилигә кәлсун һәммә җайлар. | |
| Psal | UyCyr | 98:4 | Әй адаләт сөйгүчи қудрәтлик Шаһимиз — Худа, Адиллиқни орнатқандиң Яқуп әвлатлири арисиға, Адаләт вә һәққанийәт әмәлгә ашқан еди уларда. | |
| Psal | UyCyr | 98:7 | Улар дуа қилғанда Пәрвәрдигарға, Бәрһәқ, У җавап бәргән еди уларға. Пәрвәрдигар сөзлигән еди булут түврүги ичидин уларға, Улар әмәл қилишти Худа бәргән пәриз-пәрманларға. | |
| Psal | UyCyr | 98:8 | Әй Егимиз Пәрвәрдигар, җавап бәрдиң уларға. Уларниң гуналирини кәчүрүм қилдиң дайима, Амма җазалидиң уларни товва қилмиғинида. | |
Chapter 99
| Psal | UyCyr | 99:3 | Билиңларки, Пәрвәрдигар йеганидур, Бизни У яратқандур, биз Униңға тәвәдурмиз, Биз Униң хәлқидурмиз, яйлиғиниң қойлиридурмиз. | |
| Psal | UyCyr | 99:4 | Дәрвазилиридин кириңлар һәмдусана-шүкүр ейтип, Қәдәм тәшрип қилиңлар һойлилириға мәдһийә ейтип, Махтаңлар намини миннәтдарлиқ билдүрүп. | |
Chapter 100
| Psal | UyCyr | 100:3 | Хиялимға кәлмәс әсла әхлақсизлиқ қилмиш, яманлиқ, Йолдин чиққан азғунларға нәпритим бар шунчилик, Улар қилған гуналарға һәвәсим йоқ қилчилик. | |
| Psal | UyCyr | 100:5 | Башқиларға кимки төһмәт әйлисә йоқ қилармән уни дүшмән билип, Көрсәм әгәр һали үстүн, мәнмәнчини туралмасмән сүкүт қилип. | |
| Psal | UyCyr | 100:6 | Ким асмандики Худаға садиқ болса, Уларға өз ордамдин орун беримән. Тоғра, һәқ йолда маңғанларни, Мениң хизмитимгә қойимән. | |
Chapter 101
| Psal | UyCyr | 101:3 | Йошурмиғин дидариңни мәндин Худа азапта қалғинимда, Налә қилсам қулақ селип тездин җавап бәргин маңа. | |
| Psal | UyCyr | 101:9 | Күн бойи мәсқирә қилар мени дүшмәнлирим, Һақарәтлик сөзгә яндаш болуп қалди мениң исмим. | |
| Psal | UyCyr | 101:10 | Сән қәһир-ғәзәп қилғач маңа, Күл йедим қосиғимға нан орниға. Көз йешимсиз ичәлмәймән ичимлигимни, Бәрһәқ, Худа әхләт кәби ташлидиң мени. | |
| Psal | UyCyr | 101:11 | Сән қәһир-ғәзәп қилғач маңа, Күл йедим қосиғимға нан орниға. Көз йешимсиз ичәлмәймән ичимлигимни, Бәрһәқ, Худа әхләт кәби ташлидиң мени. | |
| Psal | UyCyr | 101:14 | Сән ярдимиңни айимай, Сионға рәһим қилисән, Чүнки униңға меһриван болуп, ярдәм қилиш вақти кәлди, Шундақ ярдәм қилишниң вақит-саати йетип кәлди. | |
| Psal | UyCyr | 101:15 | Қуллириң ташлирини чин қәлбидин сөйәр Сионниң, Харап болған топриғиға ичини ағритип униң. | |
| Psal | UyCyr | 101:16 | Барчә әлләр намиңға һөрмәт қилар Пәрвәрдигар, Шәривиңдин әйминәр аләмдики һәммә шаһ, һөкүмранлар. | |
| Psal | UyCyr | 101:19 | Келәчәк бир әвлат үчүн Хатириләңлар Худаниң қудритини, Кәлгүсидә хәлиқләр мәдһийилисун Худани. | |
| Psal | UyCyr | 101:20 | Чүнки Худа аңлай дәп мәһбусларниң аһ-зарини, Азат қилай дәп йәнә өлүмгә буйрулғанларни, Нәзәр салди үстимизгә муқәддәс маканидин, Қариди зимин таман Пәрвәрдигар асмандин. | |
| Psal | UyCyr | 101:21 | Чүнки Худа аңлай дәп мәһбусларниң аһ-зарини, Азат қилай дәп йәнә өлүмгә буйрулғанларни, Нәзәр салди үстимизгә муқәддәс маканидин, Қариди зимин таман Пәрвәрдигар асмандин. | |
| Psal | UyCyr | 101:22 | Падишалар, қовумлар җәм болғинида, Пәрвәрдигарға ибадәт қилғинида. Униң улуқлуғини җакалар Сионда, Шәнигә мәдһийә ейтар Йерусалимда. | |
| Psal | UyCyr | 101:23 | Падишалар, қовумлар җәм болғинида, Пәрвәрдигарға ибадәт қилғинида. Униң улуқлуғини җакалар Сионда, Шәнигә мәдһийә ейтар Йерусалимда. | |
| Psal | UyCyr | 101:27 | Бирақ уларниң һәммиси йоқилиду, Сән болсаң әбәдий вә мәңгүлүксән. Улар гоя кийимдәк конириғанда, Сән уларни кийим кәби алмаштурисән. Асман-зимин йоқ болар бирдинла. | |
Chapter 102
| Psal | UyCyr | 102:1 | Егимизгә һәмдусана ейтқин мениң әй қәлбим, Махтиғин Униң муқәддәс намини әй вуҗудум. | |
| Psal | UyCyr | 102:5 | У сени бәрикитидә мәмнун қилар өмүр бойи, Яш чеғиңдәк күч-қувитиң орғуп турар бүркүт кәби. | |
| Psal | UyCyr | 102:10 | У муамилә қилмиғандур бизгә гуналиримизға яриша, Җазалимиғандур бизни У қилмишлиримизға қарита. | |
| Psal | UyCyr | 102:11 | Асман зиминдин егиз болса қанчилик, Худаниң ихласмәнләргә болған муһәббити чәксиздур шунчилик. | |
| Psal | UyCyr | 102:12 | Шәриқ ғәриптин жирақ болса қанчилик, Жирақлаштурғандур гуналиримизни У биздин шунчилик. | |
| Psal | UyCyr | 102:13 | Ата өз балилириға көйсә қанчилик, Пәрвәрдигар көйүмчанлиқ қилар ихласмәнлиригә шунчилик. | |
| Psal | UyCyr | 102:14 | Шундақ, У биләр бизниң немидин ясалғанлиғимизни, Есигә алар У бизниң топрақ екәнлигимизни. | |
| Psal | UyCyr | 102:17 | Амма Пәрвәрдигар Өзигә ихлас қилғанларға, Һәм Униң келишимигә садиқ болғанларға, Әмирлиригә әмәл қилишни есидә тутқанларға, У көрситәр мәңгүлүк муһәббитини мәңгүгичә, Һәққанийити давам етәр әвлаттин-әвлатқичә. | |
| Psal | UyCyr | 102:18 | Амма Пәрвәрдигар Өзигә ихлас қилғанларға, Һәм Униң келишимигә садиқ болғанларға, Әмирлиригә әмәл қилишни есидә тутқанларға, У көрситәр мәңгүлүк муһәббитини мәңгүгичә, Һәққанийити давам етәр әвлаттин-әвлатқичә. | |
| Psal | UyCyr | 102:20 | Әй Пәрвәрдигарниң қудрәтлик пәриштилири, Силәрдурсиләр Униң сөзигә қулақ салғучилири, Униң әмирлирини иҗра қилғучилири, Шуңа махтап күйләңлар Пәрвәрдигарни. | |
| Psal | UyCyr | 102:21 | Әй Худаниң асмандикилири, Силәрдурсиләр Униң ирадисини иҗра қилидиған хизмәтчилири, Шуңа махтап күйләңлар Пәрвәрдигарни. | |
Chapter 103
| Psal | UyCyr | 103:1 | Әй қәлбим һәмдусана ейтқин Пәрвәрдигарға! Шан-шавкәтлик, һәйвәтликсән, әй Худа, Илаһим тәңдашсизсән улуқлуқта. | |
| Psal | UyCyr | 103:2 | Йепинчаңдур йоруқлуқ, Сән униңға пүркәнгән, Асминиңниң гүмбизи чедир кәби тикилгән. | |
| Psal | UyCyr | 103:3 | Асмандики тураргаһиң лимлирини, Орнитипсән көктики суларға, Җәң һарвуси кәби қилип булутни, Маңдурупсән шамалниң қанитида. | |
| Psal | UyCyr | 103:6 | Деңиз йәрни йепинча кәби ориған, Чоққиларму су астида қалғанти. Гүлдүрмомаң әймәндүргәч суларни, Сулар тездин өз орниға янғанти. | |
| Psal | UyCyr | 103:7 | Деңиз йәрни йепинча кәби ориған, Чоққиларму су астида қалғанти. Гүлдүрмомаң әймәндүргәч суларни, Сулар тездин өз орниға янғанти. | |
| Psal | UyCyr | 103:9 | Деңиз сүйи тешип йәнә басмисун дәп зиминни, Сән уларға чәк қоюп сиздиң чегара сизиқни. | |
| Psal | UyCyr | 103:10 | Сән болғач вадида булақ көзи ечилип, Тағлар ара шилдирлап ақти сулири. Сулар ичсә униңдин даладики җаниварлар, Қанар еди һәттаки явайи ешәкниң тәшналиғи. | |
| Psal | UyCyr | 103:11 | Сән болғач вадида булақ көзи ечилип, Тағлар ара шилдирлап ақти сулири. Сулар ичсә униңдин даладики җаниварлар, Қанар еди һәттаки явайи ешәкниң тәшналиғи. | |
| Psal | UyCyr | 103:12 | Су бойиға қушларму көктин чүшүп қониду, Дайим улар шахларда тақлап жүрүп сайрайду. | |
| Psal | UyCyr | 103:14 | Чарва үчүн далада от-чөпләрни өстүрдүң, Озуғини инсанлар қара йәрдин алсун дәп, Етизларда зираәт-көктатларни өстүрдүң. | |
| Psal | UyCyr | 103:15 | Көңүлләрни шат әйлисәң шарапта, Қувәтлидиң нениң билән тәнләрни, Пақираттиң мейиң билән йүзләрни. | |
| Psal | UyCyr | 103:16 | Ливандики кедир дәрәқлири, Пәрвәрдигар тиккәндур уларни, Худа қанғичә суғирар уларни. | |
| Psal | UyCyr | 103:19 | Әй Худа, пәсилләрни айриш үчүн айни яраттиң, Қуяшқиму патидиған вақитни билдүрдүң. | |
| Psal | UyCyr | 103:24 | Пәрвәрдигар яратқан мәхлуқатлириң шунчә көптур. Сән яратқан җанлиқлар билән толғандур зимин йүзи, Буларниң һәммисила һекмитиңниң мевисидур. | |
| Psal | UyCyr | 103:25 | Әйнә алдиңда бепаян деңиз ятар, Униңда сан-санақсиз җанлиқ яшар, Һәм уларниң чоңи вә кичиги бардур. | |
| Psal | UyCyr | 103:29 | Дәккә-дүккигә чүшәр улар җамалиңни йошурғиниңда, Җан үзүп қара йәргә қайтар, нәпәслирини тохтатқиниңда. | |
| Psal | UyCyr | 103:33 | Навада җеним тәндә болсила Мәдһийә ейтимән Худайимға, Мәңгү һәмдусана ейтимән Униңға. | |
Chapter 104
| Psal | UyCyr | 104:1 | Пәрвәрдигарға шүкүрләр ейтиңлар, Униң шәнигә мәдһийиләр оқуңлар, Қарамәтлирини әлләр ара баян қилиңлар! | |
| Psal | UyCyr | 104:3 | Улуқлаңлар муқәддәс хисләтлирини Худаниң, Қәлби шатлансун Пәрвәрдигарни сеғинғанларниң. | |
| Psal | UyCyr | 104:10 | У буни Яқупқиму низам қилип бәргән еди. Исраилға мәңгүлүк келишим қилип мундақ дегән еди: | |
| Psal | UyCyr | 104:14 | Худа һечкимниң уларни езишигә йол қоймиди, Уларни дәп падишаларниму мундақ агаһландурди: | |
| Psal | UyCyr | 104:17 | Худа уларни дәп алдин-ала Йүсүпни Мисирға әвәткән еди, Акилири уни қул қилип сатқан еди. | |
| Psal | UyCyr | 104:19 | У тавланди Пәрвәрдигарниң бешарити көрүлгичә, Худа Йүсүпниң чүшидә көрсәткәнлири испатланғичә. | |
| Psal | UyCyr | 104:23 | Шундақ қилип, исраиллар Мисирға кәлди, Һамниң зиминида Яқуп әвлатлири мусапир болди. | |
| Psal | UyCyr | 104:27 | Худаниң аламәтлирини баян қилди улар Мисирда, Униң мөҗүзилирини көрсәтти Һам зиминида. | |
| Psal | UyCyr | 104:36 | Ахирида өлтүрди Худа Мисирдики тунҗа балиларни — Уларниң ғурури болған биринчи оғулларни. | |
| Psal | UyCyr | 104:37 | У исраилларни сәпәргә алтун-күмүч байлиқ билән чиқарди. Уларниң һәммиси сағлам һәм күчлүк еди. | |
| Psal | UyCyr | 104:38 | Уларниң кәткинигә мисирлиқлар хошал болди, Чүнки мисирлиқлар исраиллардин бәк қорққан еди. | |
| Psal | UyCyr | 104:40 | Улар Худадин тилигән еди, бөдүнә ата қилди, Тоқ қилиш үчүн уларни асмандин нан чүшәрди. | |
| Psal | UyCyr | 104:44 | Ят әлләрниң зиминлирини бәрди уларға Пәрвәрдигар, Башқиларниң әҗир-әмгәклиригә муйәссәр болди улар, | |
Chapter 105
| Psal | UyCyr | 105:1 | Һәмдусана ейтиңлар Пәрвәрдигарға, Шүкүрләр ейтиңлар Униңға. Чүнки Пәрвәрдигар шапаәтликтур, Униң муһәббити мәңгүлүктур. | |
| Psal | UyCyr | 105:2 | Қудритини Худаниң кимму толуқ сөзләп берәләр? Ким Униңға ейталар мукәммәл мәдһийиләр? | |
| Psal | UyCyr | 105:4 | Әй Пәрвәрдигар, алғайсән мени есиңгә, Яхшилиғиңни көрсәткиниңдә Өз хәлқиңгә. Хәвәр алғин һалимдин ниҗатлиғиң кәлгәндә. | |
| Psal | UyCyr | 105:5 | Өзәң таллиған хәлқиңниң бәхтини көрәй, Уларниң күлкисигә җор болуп күләй, Саңа мәнсүп хәлқиң билән махтинип жүрәй. | |
| Psal | UyCyr | 105:7 | Әҗдатлиримиз Мисирдики чеғида, Мәнситмигән еди Худаниң мөҗүзилирини. Исиян көтәргән еди улар Қизил деңиз бойида, Есидиму тутмастин Худаниң муһәббитини. | |
| Psal | UyCyr | 105:9 | Униң әмри билән сүйи қуруп Қизил деңизниң, Уларни худди чөллүктә елип маңғандәк, Деңиз астидин йетәкләп маңған еди. | |
| Psal | UyCyr | 105:10 | Пәрвәрдигар уларни Дүшмәнлириниң қоллиридин азат қилди, Дүшмәнлириниң чаңгилидин қутқузди. | |
| Psal | UyCyr | 105:12 | Шундила Худаниң вәдисигә ишәнди улар, Пәрвәрдигарни мәдһийиләп ейтти күй-нахшилар. | |
| Psal | UyCyr | 105:13 | Лекин улар узун өтмәй унтуди Пәрвәрдигарни, Рава көрмиди өзлиригә Худаниң ирадисини. | |
| Psal | UyCyr | 105:15 | Тәләп қилған нәрсисини Пәрвәрдигар бәрди уларға, Бирақ бир һалакәтлик кесәлни әвәтти уларға. | |
| Psal | UyCyr | 105:16 | Чедирлирида улар һәсәт қилди һәзрити Мусаға, Вә Худа таллиған муқәддәс роһаний Һарунға. | |
| Psal | UyCyr | 105:23 | Шуңа Худа уларни һалак қилмақ болған еди, Лекин Худа тәрипидин талланған Муса чиқип, Рәһим тиләп Худаниң ғәзивини басқан еди. | |
| Psal | UyCyr | 105:29 | Қилмишлири уларниң ғәзивини кәлтүрди Худаниң, Шу сәвәвидин ваба кесәл тарқалди арисиға уларниң. | |
| Psal | UyCyr | 105:31 | Буниң билән Пинихас һәққаний дәп һесапланди, Униң ишлири әвлаттин-әвлатқичә тарқалди. | |
| Psal | UyCyr | 105:32 | Худаниң ғәзивини қозғиди улар йәнә, Мирибада пәйда болған суниң бойида. Бу сәвәплик қайғу кәлди Мусаға. Чүнки улар Мусаниң җениға тәккәч, Ойлимастин сөзләвәтти Муса уларға. | |
| Psal | UyCyr | 105:38 | Атап Қанандики бутларға, Улар төкти қиз-оғуллириниң Бегуна қанлирини, Қанлар булғиди зиминни. | |
| Psal | UyCyr | 105:40 | Пәрвәрдигар Өзи таллиған хәлқигә ғәзәпләнди, Пәқәт Өзигила тәвә болған қовумидин нәпрәтләнди. | |
| Psal | UyCyr | 105:41 | Шуңа уларни ташлап бәрди ят әлләрниң қолиға, Өчмән болуп кәлгәнләр һөкүмранлиқ қилди уларға. | |
| Psal | UyCyr | 105:43 | Талай қетим қутқузсиму уларни Пәрвәрдигар, Амма қәстән бойсунушни рәт қилип кәлгәч, Болди гумран ахирида гуналири сәвәвидин улар. | |
| Psal | UyCyr | 105:44 | Шундақтиму уларниң пәриядини аңлиғанда, Рәһимдиллик билән нәзәр салди Худа җапалириға. | |
| Psal | UyCyr | 105:45 | Улар үчүн Пәрвәрдигар келишимини есигә елип, Меһир-муһәббити билән бурунқи нийитидин йенип, | |
| Psal | UyCyr | 105:47 | Әй Худайимиз Пәрвәрдигар, қутқузғин бизни, Қайта жиғип әкәлгин жутимизға бизләрни. Шунда Сени мәдһийиләйли, күйләйли, Шу муқәддәс намиңға шүкүр-рәхмәт ейтайли. | |
Chapter 106
| Psal | UyCyr | 106:1 | Шүкүр ейтиңлар Пәрвәрдигарға, шапаәтликтур Пәрвәрдигар, Униң меһир-муһәббити мәңгүлүккә давам қилар. | |
| Psal | UyCyr | 106:2 | Ейтиңлар бу мәдһийини Пәрвәрдигар қутқузғанлар, Баян қилиңлар яв қолидин қутқузулғанлар. | |
| Psal | UyCyr | 106:3 | Ейтиңлар бу мәдһийини һәр жутлардин жиғилғанлар — Шәриқ, ғәрип, җәнуп, шималдин кәлгәнләр. | |
| Psal | UyCyr | 106:4 | Бәзилири кезип адәм аяқ басмиған баяванни, Тапалмиди адәм макан тутқан һечбир йәрни. | |
| Psal | UyCyr | 106:6 | Азапта қалғинида налә қилған еди Пәрвәрдигарға, Пәрвәрдигар чиқарди уларни җападин азатлиққа. | |
| Psal | UyCyr | 106:8 | Шүкүр ейтсун улар Пәрвәрдигарға, Униң мәңгүлүк муһәббитигә, Инсанларға көрсәткән мөҗүзилиригә. | |
| Psal | UyCyr | 106:9 | У қандурғучидур уссузлуғини чаңқиғанларниң, У тойдурғучидур есил немәтләр билән қосиғини ачларниң. | |
| Psal | UyCyr | 106:10 | Бәзиләр зулмәт қараңғулуқта яшиған еди, Улар кишәнлинип, азап чәккән мәһбуслар еди. | |
| Psal | UyCyr | 106:11 | Чүнки улар йәргә уруп Худаниң әмирлирини, Көзгә илмиған еди улуқ Худаниң көрсәтмилирини. | |
| Psal | UyCyr | 106:12 | Дәрт тартқузуп кәмтар қилди Худа уларни, Жиқилсиму гәр улар чиқмиди йөләйдиған һеч бири. | |
| Psal | UyCyr | 106:13 | Азапта қалғинида налә қилған еди Пәрвәрдигарға, Пәрвәрдигар чиқарди уларни җападин азатлиққа. | |
| Psal | UyCyr | 106:15 | Шүкүр ейтсун улар Пәрвәрдигарға, Униң мәңгүлүк муһәббитигә, Инсанларға көрсәткән мөҗүзилиригә. | |
| Psal | UyCyr | 106:19 | Азапта қалғинида налә қилған еди Пәрвәрдигарға, Пәрвәрдигар чиқарди уларни җападин азатлиққа. | |
| Psal | UyCyr | 106:21 | Шүкүр ейтсун улар Пәрвәрдигарға, Униң мәңгүлүк муһәббитигә, Инсанларға көрсәткән мөҗүзилиригә. | |
| Psal | UyCyr | 106:24 | Гувачидур улар Пәрвәрдигарниң қудритигә, Чоңқур деңизларда көрсәткән карамәтлиригә. | |
| Psal | UyCyr | 106:26 | Кемиләр гаһ көтирилип асман-пәләккә, Гаһ чүшкинидә долқун астиға, Улар хәтәрдин чүшкән еди дәккә-дүкигә. | |
| Psal | UyCyr | 106:28 | Азапта қалғинида налә қилған еди Пәрвәрдигарға, Пәрвәрдигар чиқарди уларни җападин азатлиққа. | |
| Psal | UyCyr | 106:31 | Шүкүр ейтсун улар Пәрвәрдигарға, Униң мәңгүлүк муһәббитигә, Инсанларға көрсәткән мөҗүзилиригә. | |
| Psal | UyCyr | 106:33 | Гуна қилса бу йәрниң адәмлири, Баяванға айландурулар дәриялири, Сүйи түгәп қағҗирар булақлири, Шорлуқ топрақ болар үнүмлүк йәрлири, | |
| Psal | UyCyr | 106:34 | Гуна қилса бу йәрниң адәмлири, Баяванға айландурулар дәриялири, Сүйи түгәп қағҗирар булақлири, Шорлуқ топрақ болар үнүмлүк йәрлири, | |
| Psal | UyCyr | 106:38 | Бәрикәт бәргәч уларға Пәрвәрдигар, Зор көләмдә сани авуп уларниң, Көп болар уларда мал-варанлар. | |
| Psal | UyCyr | 106:40 | Яв һөкүмдарлирини шәрмәндә қилип Пәрвәрдигар, Уларни дәшт-чөл, баяванда сәрсән қилар. | |
Chapter 107
| Psal | UyCyr | 107:5 | Чүнки мәңгүлүк муһәббитиң асмандин бепаян, Садақитиң шунчә молдур, булутларға тақашқан. | |
| Psal | UyCyr | 107:6 | Әй Худа, улуқлуғуң көрситилгәй асман-пәләктә, Шан-шәривиң намайән болғай пүткүл йәр йүзидә. | |
| Psal | UyCyr | 107:7 | Дуайимни қилип иҗавәт, қутқуз бизни оң қолуңда, Өзәң сөйгән бәндилириң ниҗатлиқ тапар шунда. | |
| Psal | UyCyr | 107:8 | Худа мундақ деди Өз муқәддәслиги билән: «Шатлиқта хәлқимгә бөлүп беримән Шәкәм диярини, Тәхсим қилип беримән Суккот вадисини. | |
| Psal | UyCyr | 107:9 | Гилъад райони мәнсүптур Маңа, Манассәму һәм тәәллуқ Маңа. Әфрайим — бешимдики дубулғамдур, Йәһуда Мениң сәлтәнәт һасамдур. | |
| Psal | UyCyr | 107:10 | Пут жуюдиған қачидур Моаб Маңа, Чоруғумни ташлаймән Идомға. Чуқан салимән, Филистийә үстидин ғалибә қилғинимға» | |
| Psal | UyCyr | 107:11 | Ким Мени Идомға ғалибә билән башлап кирәр? Ким Мени у мустәһкәм шәһәргә башлап барар? | |
Chapter 108
| Psal | UyCyr | 108:4 | Муһәббитимни бәрсәмму мән уларға, Шикайәтләр қилди улар қарши маңа, Шундақтиму улар үчүн қилимән дуа. | |
| Psal | UyCyr | 108:10 | Оғуллири өйидин кетип ғерибанә сәргәрдан болсун, Яқа жутларда рисқини издәп тиләмчи болсун. | |
| Psal | UyCyr | 108:15 | Худаниң көз алдида болсун дайим гуналири, Йәр йүзидин йоқ қилсун Пәрвәрдигар униң намини. | |
| Psal | UyCyr | 108:16 | Чүнки у меһриванлиқ көрсәтмәстин башқиларға, Өлтүрмәк болди, бәлки селип зулум Езилгән дили сунуқ, йоқсулларға. | |
| Psal | UyCyr | 108:17 | У хуштар еди ләнәт оқушқа, Шуңа ләнәт кәлсун униң бешиға. Райи йоқ еди бәхит тиләшкә, Шуңа бәхит жирақ болсун униңға. | |
| Psal | UyCyr | 108:18 | У өзигә кийим қилип кийиду ләнәтләрни, Ләнәтлири аққан судәк кирсун ичигә, Сиңип кәтсун май кәби сүйәклиригә. | |
| Psal | UyCyr | 108:20 | Пәрвәрдигар әйнә шундақ җазалисун шикайәттә болғанларни, Әдәплисун яман сөзләр билән маңа һуҗум қилғанларни. | |
| Psal | UyCyr | 108:21 | Әй Рәббим Пәрвәрдигар, Намиңниң һөрмити үчүн ярдәм қил маңа, Қутқуз мени мәңгүлүк муһәббитиң болғач әла. | |
| Psal | UyCyr | 108:26 | Пәрвәрдигар, әй Рәббим, ярдәм қил маңа, Қутқуз мени мәңгүлүк муһәббәт Сәндә болғачқа. | |
| Psal | UyCyr | 108:27 | Улар билсун бу ишни Сениң қилғанлиғиңни, Маңа Ниҗаткар болғучиниң Пәрвәрдигар екәнлигини. | |
| Psal | UyCyr | 108:28 | Мәйли улар оқувәрсун ләнәт маңа, Бирақ Сән ата қилисән бәхит маңа. Һуҗум қилса улар хиҗаләттә қалар, Амма мәнки қулуң шатлиққа толар. | |
Chapter 109
| Psal | UyCyr | 109:1 | Пәрвәрдигар ейттики Егәмгә: «Олтарғин Сән Мениң оң йенимда, Мән дәссәткичә дүшмәнлириңни айиғиң астиға». | |
| Psal | UyCyr | 109:2 | Пәрвәрдигар зорайтар һөкүмранлиғиңни Сиондин, Дәрки У: «Сән һөкүм сүргин дүшмәнлириң үстидин». | |
| Psal | UyCyr | 109:3 | Сән җәң қилидиған күни қошунлириңни жиққанда, Садақәтмәнлириң чиқар өз ихтиярлиғида. Сәһәрдә келур яш жигитләр алдиңға, Худди шәбнәм чүшкәндәк Сән турған таққа. | |
| Psal | UyCyr | 109:4 | Пәрвәрдигар өзгәртмәс қилған мону қәсимини: «Мәңгүлүк роһанийдурсән Малкисидиқниң қатаридики». | |
| Psal | UyCyr | 109:5 | Әй Пәрвәрдигар, турар Егәм Сениң оң тәрипиңдә, Падишаларни бит-чит қилар ғәзивини көрсәткән күнидә. | |
| Psal | UyCyr | 109:6 | У һөкүм чиқирар Худасиз хәлиқләргә, Башлирини кукум-талқан қиливетәр йәр йүзидә, Уларниң зиминини толтурар җәсәтләргә. | |
Chapter 110
| Psal | UyCyr | 110:1 | Һәмдусана ейтиңлар Пәрвәрдигарға! Һәқ йолдики җамаәт арисида, Шүкүр ейтимән ихлас билән Худаға. | |
| Psal | UyCyr | 110:2 | Улуқтур Пәрвәрдигарниң биз үчүн қилғанлири, Буни тилға елишар уларниң қәдрини билгәнлири. | |
| Psal | UyCyr | 110:9 | Муқәддәс, сүрлүктур Худа! Қутулуш бәрди Өз қовумиға, Келишимини бәкитти һәм мәңгүгә. | |
Chapter 111
| Psal | UyCyr | 111:1 | Пәрвәрдигарға һәмдусана ейтиңлар! Нәқәдәр бәхитликтур Пәрвәрдигарға ихласи барлар, Униң әмирлиригә бойсунуштин сөйүнидиғанлар. | |
| Psal | UyCyr | 111:4 | Қараңғулуқта нур чечилар дурус йолда маңғанларға, Рәһимдил, шәпқәтлик, һәққанийдур Худа. | |
| Psal | UyCyr | 111:9 | Мәрттур улар, йоқсулларға берәр сәдиқә, Мәңгү унтулмас һәққанийлиғи уларниң, Қудрәт тепип, еришәр һөрмитигә кишиләрниң. | |
Chapter 112
| Psal | UyCyr | 112:1 | Пәрвәрдигарға һәмдусана ейтиңлар! Әй Униң қуллири, Уни мәдһийиләңлар, Пәрвәрдигар намиға мәдһийиләр ейтиңлар. | |
| Psal | UyCyr | 112:2 | Махталсун нам-шөһрити Худаниң Һазирму вә кейинму та мәңгүгичә. Мәдһийиләнсун нам-шөһрити Худаниң, Таң-сәһәрдин таки гугум-шамғичә. | |
| Psal | UyCyr | 112:3 | Махталсун нам-шөһрити Худаниң Һазирму вә кейинму та мәңгүгичә. Мәдһийиләнсун нам-шөһрити Худаниң, Таң-сәһәрдин таки гугум-шамғичә. | |
| Psal | UyCyr | 112:4 | Һөкүмранлиқ қилар Худа барчә инсан үстидин, Шан-шәриви бүйүктур, үстүн турар паләктин. | |
| Psal | UyCyr | 112:5 | Һечким тәң болалмас Егимиз Пәрвәрдигарға, Кимму охшар У самавий тәхттә олтирип, Асман-зиминға жуқуридин нәзәр салғучиға? | |
| Psal | UyCyr | 112:6 | Һечким тәң болалмас Егимиз Пәрвәрдигарға, Кимму охшар У самавий тәхттә олтирип, Асман-зиминға жуқуридин нәзәр салғучиға? | |
| Psal | UyCyr | 112:7 | У қутқузар йоқсулларни йоқсуллуқ тозиңидин, Елип чиқар У муһтаҗларни муһтаҗлиқ орисидин. | |
Chapter 113
| Psal | UyCyr | 113:9 | Болмисун бизгә, әй Пәрвәрдигар, болмисун бизгә, Болсун мәнсүп шан-шөһрәт пәқәт Өзәңгә, Чүнки мәңгүлүк муһәббәт вә Чәксиз садақитиңни көрсәттиң бизгә. | |
| Psal | UyCyr | 113:12 | Ят хәлиқләрниң илаһлири алтун-күмүч буттур пәқәт, Уларни инсан өз қолида қилиду иҗат. | |
| Psal | UyCyr | 113:15 | Қоллири болсиму улар туталмас, Путлири болсиму маңалмас. Канайлиридин аваз чиқиралмас. | |
| Psal | UyCyr | 113:16 | Бутларни ясиғанлар вә уларға үмүт бағлиғанлар, Өзлири ахири бутлириға охшап қалар. | |
| Psal | UyCyr | 113:19 | Әй Пәрвәрдигарға ихласи барлар, Тайиниңлар Егимизгә. У йөләнчүк, қалқандур силәргә. | |
| Psal | UyCyr | 113:20 | Пәрвәрдигар бизни яд етәр, Исраил әвладиға бәрикәт берәр, Һарун җамаитигә бәрикәт берәр. | |
Chapter 114
| Psal | UyCyr | 114:3 | Өлүм асарәтлири чирмиди мени, гөристан вәһимиси қапсиди мени, қайғу, һәсрәт илкигә алди мени. | |
| Psal | UyCyr | 114:8 | И Худа, сақлидиң өлүмдин җенимни, йиға-зар қилиштин көзлиримни, путлишип кетиштин путлиримни. | |
Chapter 115
| Psal | UyCyr | 115:7 | И Пәрвәрдигар, мән сениң қулуңдурмән, бәрһәқ, сениң пеқир қулуңдурмән. Азад қилдиң мени өзүң асарәттин. | |
Chapter 116
| Psal | UyCyr | 116:1 | Әй җаһан әһли, мәдһийиләңлар Пәрвәрдигарни, Әй пүткүл қовумлар, алқишлаңлар Худани. | |
Chapter 117
| Psal | UyCyr | 117:1 | Шүкүр ейтиңлар Худаға, шапаәтликтур Пәрвәрдигар, Униң меһир-муһәббити мәңгүгә давам қилар. | |
| Psal | UyCyr | 117:5 | Налә қилдим Пәрвәрдигарға күн чүшкәндә бешимға, Наләмгә җававән ниҗатлиқ бәрди маңа. | |
| Psal | UyCyr | 117:10 | Қоршавалған болсиму барлиқ ят әлләр мени, Пәрвәрдигарниң ярдимидә мәғлуп қилдим мән уларни. | |
| Psal | UyCyr | 117:11 | Шундақ, қоршап турған болсиму әтрапимни, Пәрвәрдигарниң ярдимидә мәғлуп қилдим мән уларни. | |
| Psal | UyCyr | 117:12 | Қоршавалған болсиму улар мени һәриләрдәк, Өчирилди шунчә тездин қурғақ тикән отидәк. Пәрвәрдигарниң ярдимидә мәғлуп қилдим мән уларни. | |
| Psal | UyCyr | 117:13 | Жиқилғили тас қалғандим иштирилгәндә, Бирақ мән жиқилмидим Пәрвәрдигарниң ярдимидә. | |
| Psal | UyCyr | 117:15 | Һәққанийларниң чедирлирида ниҗатлиқ тәнтәниси яңримақта, Пәрвәрдигарниң күчлүк оң қоли ғалибә қазанмақта. | |
| Psal | UyCyr | 117:16 | Пәрвәрдигарниң күчлүк оң қоли ғалибә қилмақта, Пәрвәрдигарниң күчлүк оң қоли ғалибә қазанмақта. | |
| Psal | UyCyr | 117:19 | Һәққанийлар киридиған дәрвазини ечип бериңлар маңа, Мән кирип, шүкүр ейтимән Пәрвәрдигарға. | |
| Psal | UyCyr | 117:25 | Әй Пәрвәрдигар, өтүнәй, қутқузғин бизни, Өтүнәй, муваппәқийәтлик қилғайсән ишимизни. | |
| Psal | UyCyr | 117:26 | Бәхит яр болғай Пәрвәрдигарниң намида кәлгүчигә, Бәхит тиләймиз Пәрвәрдигарниң өйидин силәргә. | |
| Psal | UyCyr | 117:27 | Пәрвәрдигар — Яратқучидур, Бирдин-бир йеганидур. У чачар нурини үстимизгә. Қурванлиқни бағлаңлар ағамча билән, Қурванлиқ суписиниң бүҗәклиригә. | |
Chapter 118
| Psal | UyCyr | 118:1 | Нәқәдәр бәхитликтур дурус йолда маңидиғанлар, Пәрвәрдигарниң тәлимлири бойичә яшайдиғанлар. | |
| Psal | UyCyr | 118:23 | Топлишип маңа сүйиқәст қилсиму һөкүмранлар, Әрзимәс қулуң низамлириң һәққидә йәнила ойлинар. | |
| Psal | UyCyr | 118:41 | Әй Пәрвәрдигар, көрситип мәңгүлүк муһәббитиңни, Ата қил маңа вәдә қилған ниҗатлиғиңни. | |
| Psal | UyCyr | 118:42 | Шунда җавап берәләймән маңа һақарәт қилғанларға, Чүнки мән тайинимән пәқәт Сениң сөз-каламиңға. | |
| Psal | UyCyr | 118:43 | Бәргин маңа һәқиқий гувалиқниң пурситини, Бағлиғанмән пәқәт Сениң һөкүмиңгә үмүтүмни. | |
| Psal | UyCyr | 118:48 | Әмирлириңни һөрмәтләп қолум турар көксүмдә, Ойлинимән мән сөйгән пәрманлириң һәққидә. | |
| Psal | UyCyr | 118:51 | Мәсқирә қилсиму мени дайим тәкәббурлар, Лекин Сениң тәлимлириңдин чәтнимидим әсла, | |
| Psal | UyCyr | 118:61 | Гәр яманлар чирмавалсиму ағамчилар билән мени, Унтумасмән әсла Сениң тәлимлириңни. | |
| Psal | UyCyr | 118:63 | Досттурмән Саңа ихлас қилғанларға, Шерикмән йол-йоруқлириңға риайә қилидиғанларға. | |
| Psal | UyCyr | 118:69 | Тәкәббурлар чаплисиму ялғандин төһмәт маңа, Амма чин қәлбимдин бойсунимән йол-йоруқлириңға. | |
| Psal | UyCyr | 118:74 | Мени көрүп хуш болар ихласи барлар Саңа, Чүнки үмүтүмни бағлиғанмән сөз-каламиңға. | |
| Psal | UyCyr | 118:78 | Шәрмәндә болсун тәкәббурлар, Сәвәпсизла маңа наһәқчилик қилғанлар, Ойлирим пәқәт тәлимлириң һәққидә болар. | |
| Psal | UyCyr | 118:83 | Охшап қалсамму гәр иста қуриған керәксиз тулумға, Һәрдәм чиң сақлидим пәрманлириңни ядимда. | |
| Psal | UyCyr | 118:84 | Қачанғичә күткүзәрсән мән қулуңни, Қачанлиққа җазаларсән маңа зиянкәшлик қилғанларни? | |
| Psal | UyCyr | 118:86 | Ишәнчликтур әмирлириңниң һәммисила, Ярдәм қил, дүшмәнләр сәвәпсиз зиянкәшлик қилмақта маңа. | |
| Psal | UyCyr | 118:90 | Әвлаттин-әвлатқичә билдүрдүң садақитиңни, Орнаттиң өз орниға мустәһкәм қилип йәрни. | |
| Psal | UyCyr | 118:95 | Пәйт күтсиму яманлар вәйран қилмаққа мени, Амма дилимда сақлаймән йәнила пәризлириңни. | |
| Psal | UyCyr | 118:99 | Әқил-идрәк устазлиримниңкидин көпирәк болди мәндә, Чүнки чоңқур тәпәккүр қилдим әмирлириң һәққидә. | |
| Psal | UyCyr | 118:108 | Қобул қил чин дилимдин чиққан мәдһийилиримни, Әй Пәрвәрдигар, үгәткин маңа тәлимлириңни. | |
| Psal | UyCyr | 118:115 | Көз алдимдин йоқилиңлар, әй яманлиқ қилғучилар, Худайимниң әмригә бойсунмаққа қарарим бар. | |
| Psal | UyCyr | 118:116 | Өзәң вәдә қилғиниңдәк яр-йөләк бол һаятимға, Шәрмәндә қилип қойма мени үмүтсиз һалға. | |
| Psal | UyCyr | 118:117 | Йөләнчүк болғин маңа, шунда еришәй ниҗатлиққа, Һәм көңүл бөләй Сениң пәрманлириңға дайима. | |
| Psal | UyCyr | 118:118 | Нәзириңдә әрзимәстур пәрманиңдин тайғанлар, Бекардур қанчилик һейлә-микирлиқ қилсиму улар. | |
| Psal | UyCyr | 118:119 | Әхлитини айриғандәк отта тавлап алтунни, Йоқ қилисән йәр йүзидин яманларниң һәммисини, Мән сөйимән Сениң барлиқ пәризлириңни. | |
| Psal | UyCyr | 118:123 | Көзлирим талди Сениң ниҗатлиғиңға тәлмүрүп, Ишәнчлик вәдәңниң әмәлгә ешишини күтүп. | |
| Psal | UyCyr | 118:126 | Әй Пәрвәрдигар, вақтиң кәлди һәрикәт қилишқа, Чүнки хәлиқ бойсунмиди қанунлириңға. | |
| Psal | UyCyr | 118:127 | Бәрһәқ, алтундин әла билимән әмирлириңни, Һәтта сап алтундин артуқ көримән уларни. | |
| Psal | UyCyr | 118:130 | Сөзүңниң мәнаси йешилгәндә, нур чачар йолумизға, Әқил-идрәк берәр у саддә инсанларға. | |
| Psal | UyCyr | 118:132 | Һалимдин хәвәр алғин көрситип шәпқитиңни, Намиңни сөйгәнләргә көрсәткәндәк меһриңни. | |
| Psal | UyCyr | 118:145 | Әй Пәрвәрдигар, чин қәлбимдин налә қилимән Саңа, Бойсунимән пәрманлириңға, җавап бәр маңа. | |
| Psal | UyCyr | 118:149 | Муһәббәтлик Пәрвәрдигар, аңлиғайсән авазимни, Адаләтлик Пәрвәрдигар, қутқузғин һаятимни. | |
| Psal | UyCyr | 118:156 | Пәрвәрдигар, меһир-шәпқәт молдур Сениңдә, Мени роһландурғин дегиниңдәк һөкүмүңдә. | |
| Psal | UyCyr | 118:159 | Нәқәдәр сөйимән-һә, Сениң йол-йоруқлириңни, Мәңгүлүк муһәббитиң билән роһландур мени. | |
| Psal | UyCyr | 118:166 | Әй Пәрвәрдигар, тәлмүрүп күтимән ниҗатлиғиңни. Иҗра қилип кәлдим мән Сениң әмирлириңни. | |
Chapter 119
| Psal | UyCyr | 119:2 | «Қутқузғин мени әй Худа, Ялғанчи ләвләрдин, алдамчи тиллардин», Дәп илтиҗа қилдим Униңға. | |
Chapter 120
Chapter 121
| Psal | UyCyr | 121:4 | Келәр қовумлар, Пәрвәрдигарниң қовумлири униңға, Келәр берилгән пәрман бойичә Исраилға, Шүкүр ейтиду улар Пәрвәрдигарниң намиға. | |
Chapter 122
| Psal | UyCyr | 122:2 | Көзлиримиз тикилгәндур Худайимиз — Пәрвәрдигарға, Қулларниң көзлири кәби тикилгән қулдарниң қоллириға, Қиз қулуңниң көзлири кәби тикилгән ағича хенимниң қоллириға. Таки бизгә шәпқитини көрсәткичә тәлмүримиз Пәрвәрдигарға. | |
| Psal | UyCyr | 122:3 | Әй Пәрвәрдигар, шәпқәт қил, шәпқәт қил бизгә, Чүнки тартқан хорлуқлиримиз йетип ашқичә. | |
Chapter 123
| Psal | UyCyr | 123:2 | Кишиләр бизгә аччиқлинип һуҗумға өткинидә Әгәр Егәм биз тәрәптә турмиған болса, Улар бизни тирик пети йәветәр еди. Кәлкүн кәби еқип кәлгән адәм топи, Долқун ясап басқинида үстимиздин, Улуқ дәриядәк бизни ғәриқ қилар еди. | |
| Psal | UyCyr | 123:3 | Кишиләр бизгә аччиқлинип һуҗумға өткинидә Әгәр Егәм биз тәрәптә турмиған болса, Улар бизни тирик пети йәветәр еди. Кәлкүн кәби еқип кәлгән адәм топи, Долқун ясап басқинида үстимиздин, Улуқ дәриядәк бизни ғәриқ қилар еди. | |
| Psal | UyCyr | 123:4 | Кишиләр бизгә аччиқлинип һуҗумға өткинидә Әгәр Егәм биз тәрәптә турмиған болса, Улар бизни тирик пети йәветәр еди. Кәлкүн кәби еқип кәлгән адәм топи, Долқун ясап басқинида үстимиздин, Улуқ дәриядәк бизни ғәриқ қилар еди. | |
| Psal | UyCyr | 123:5 | Кишиләр бизгә аччиқлинип һуҗумға өткинидә Әгәр Егәм биз тәрәптә турмиған болса, Улар бизни тирик пети йәветәр еди. Кәлкүн кәби еқип кәлгән адәм топи, Долқун ясап басқинида үстимиздин, Улуқ дәриядәк бизни ғәриқ қилар еди. | |
| Psal | UyCyr | 123:7 | Қечип чиқтуқ қуш кәби биз уларниң қапқинидин, Қапқини бузулуп, қачтуқ уларниң чаңгилидин. | |
Chapter 124
| Psal | UyCyr | 124:1 | Сион теғи тәврәнмәй, мәңгүгә мәзмут турар, Сионға охшар, үмүтини Пәрвәрдигарға бағлиғанлар. | |
| Psal | UyCyr | 124:2 | Тағлар қоршап турғандәк Йерусалимни, Пәрвәрдигар қоршап турар Өз хәлқини, Та әбәткичә қоғдап уларни. | |
| Psal | UyCyr | 124:3 | Болувәрмәс һөкүмранлиқ һасиси яманларда, Һәққанийларға рисқ қилип берилгән бу зиминда, Рәзилләр һөкүмранлиқ қилса һәққанийлар үстидә, Һәққанийларму айлинип кетәр яманларға. | |
Chapter 125
| Psal | UyCyr | 125:1 | Пәрвәрдигар сүргүндикиләрни қайтуруп кәлгәндә Сионға, Болуп қалған едуқ биз худди чүш көрүватқандәкла. | |
| Psal | UyCyr | 125:2 | Хошаллиқтин ағзимиз йетип қулиғимизға, Чуқанлар көтәргән едуқ шатлиқта. «Пәрвәрдигар зор бир яхшилиқ қилди уларға», Дегән сөзләр тарқалған еди ят әлләр арисида. | |
| Psal | UyCyr | 125:4 | Ронақ тапқан вақтимизға қайтур бизни, әй Пәрвәрдигар, Туюқсиз суға толғандәк җәнуптики қуруқ ериқлар. | |
Chapter 126
| Psal | UyCyr | 126:1 | Өйни салмиса Өзи Пәрвәрдигар, Өй салғучиларниң әҗри бекар кетәр. Навада шәһәрни қоғдимиса Пәрвәрдигар, Пайдисиздур ойғақ турсиму қаравуллар. | |
| Psal | UyCyr | 126:2 | Бекардур нан үчүн җапа тартқиниңлар, Әнсирәп сәһәр туруп кәч ятқиниңлар, Чүнки Пәрвәрдигар Өз сөйгәнлиригә Кечә ятқандиму рисқини ата қилар. | |
Chapter 127
| Psal | UyCyr | 127:1 | Нәқәдәр бәхитликтур Пәрвәрдигарға ихласи барлар, Нәқәдәр бәхитликтур Униң йолида маңғанлар. | |
| Psal | UyCyr | 127:3 | Аялиңлар охшар мол мевә бәргән үзүм ғолиға, Зәйтун шехидәк көп болар балилириңлар йениңларда, Дәстихиниңларни чөрәдәп олтирар улар әтрапиңларда. | |
| Psal | UyCyr | 127:5 | Пәрвәрдигар Сиондин ата қилсун саңа бәхитни, Көргәйсән өмүр бойи ронақ тапқан Йерусалимни. | |
Chapter 128
| Psal | UyCyr | 128:1 | «Яшлиғимдин тартип маңа көп қетим, Зиянкәшлик қилип кәлгән еди улар». Аһ исраиллар шундақ дәңлар! | |
| Psal | UyCyr | 128:2 | «Яшлиғимдин тартип маңа көп қетим, Зиянкәшлик қилип кәлгән болсиму улар, Бирақ ғалибә қилалмиди үстүмдин зинһар». | |
| Psal | UyCyr | 128:7 | Чөп ориғучи чөпни жиғса бир тутамму чиқмисун. Чөп бағлиғучи бағлиса бир бағламға тошмисун. | |
Chapter 129
| Psal | UyCyr | 129:1 | Пәрият қилдим Пәрвәрдигар мүшкүллүктә, Қулақ салғин Егәм мениң әрзимгә. Аңлиғайсән авазимни, Ярдәм тилигән садайимни. | |
| Psal | UyCyr | 129:2 | Пәрият қилдим Пәрвәрдигар мүшкүллүктә, Қулақ салғин Егәм мениң әрзимгә. Аңлиғайсән авазимни, Ярдәм тилигән садайимни. | |
| Psal | UyCyr | 129:3 | Әгәр Худа йезип қойсаң хатирәңгә, Бизниң қилған гуна вә қилмишимизни, Қутқузалар җазайиңдин ким өзини? | |
| Psal | UyCyr | 129:6 | Сәһәргә тәшна болған кечилик күзәтчиниң Зар болушидәк күтмәктимән Егәмни қетидин жүригимниң. | |
| Psal | UyCyr | 129:7 | Әй исраиллар үмүт бағлаңлар Пәрвәрдигарға, Чүнки мәңгүлүк муһәббәт бардур Униңда, Тәйяр турғандур У бизни қутқузушқа. | |
Chapter 130
| Psal | UyCyr | 130:1 | Әй Пәрвәрдигар, Тәкәббурлуқ йоқтур көңлүмдә, Һакавурлуқ қилмасмән қилчә. Арилашмаймән чамим йәтмәс ишларға, Киришмәймән бүйүк арзу-арманларға. | |
| Psal | UyCyr | 130:2 | Сүткә тойған балидәк анисиниң бағрида, Көңлүм тинип, тиничланди теним, Бәрһәқ, сүткә тойған балидәк арам таптим. | |
Chapter 131
| Psal | UyCyr | 131:2 | Қәсәм ичип Пәрвәрдигарға, У мундақ вәдиләрни бәргән еди, Яқуп етиқат қилған қадир Худаға: | |
| Psal | UyCyr | 131:6 | Келишим сандуғи һәққидики хәвәрни Әфратада аңлиған едуқ, Биз у сандуқни Яир далалиридин таптуқ. | |
| Psal | UyCyr | 131:8 | Әй Пәрвәрдигар, мәрһәмәт ибадәтханаңға — Саңа аталған арамгаһиңға. Киргәйсән қудритиң нишани болған Келишим сандуғи билән биргә. | |
| Psal | UyCyr | 131:11 | Қайтурувалмас Пәрвәрдигар вәдисини, Давутқа бәргән мону қәсимини: «Варис қилимән тәхтиңгә, Өз пуштуңдин болған бирсини. | |
| Psal | UyCyr | 131:12 | Оғуллириң риайә қилса келишимимгә, Бойсунса Мән қилған барлиқ әмиргә, Олтирар оғуллириму тәхтиңдә әбәткә». | |
| Psal | UyCyr | 131:16 | Кийдүримән роһанийлириға ниҗатлиқ тонини, Яңритиду садақәтмәнлири тәнтәнилик авазни. | |
Chapter 132
Chapter 133
| Psal | UyCyr | 133:1 | Әй Пәрвәрдигарға хизмәт қилидиғанлар, Кечиләп Худа өйидә ибадәттә болидиғанлар, Келиңлар, Пәрвәрдигарни махтаңлар! | |
Chapter 134
| Psal | UyCyr | 134:1 | Һәмдусана ейтиңлар Пәрвәрдигарға, Мәдһийиләр ейтиңлар Униң намиға. Әй Пәрвәрдигарға хизмәт қилидиғанлар, Униң өйидә ибадәттә болидиғанлар, Егимизниң һойлилирида туридиғанлар, Мәдһийиләр ейтиңлар Униңға. | |
| Psal | UyCyr | 134:2 | Һәмдусана ейтиңлар Пәрвәрдигарға, Мәдһийиләр ейтиңлар Униң намиға. Әй Пәрвәрдигарға хизмәт қилидиғанлар, Униң өйидә ибадәттә болидиғанлар, Егимизниң һойлилирида туридиғанлар, Мәдһийиләр ейтиңлар Униңға. | |
| Psal | UyCyr | 134:3 | Мәдһийиләңлар Пәрвәрдигарни, Чүнки шапаәтликтур Пәрвәрдигар. Күй-нахшиға қетиңлар Униң намини, Чүнки Уни күйлимәк бизни шат қилар. | |
| Psal | UyCyr | 134:7 | У зиминниң төрт тәрипидин әкелип булутларни, Ямғур яғдуруп һәм чақтуруп чақмақларни, Амбарлиридин елип чиқар шамалларни. | |
| Psal | UyCyr | 134:8 | У мисирлиқларниң һалак қилди тунҗа туғулғанлирини, Йәни һалак қилди адәм вә малларниң тунҗилирини. | |
| Psal | UyCyr | 134:11 | Һалак қилди У аморларниң падишаси Сихонни, Башанниң падишаси Огни, Һәтта Қанандики барлиқ падишаларни. | |
| Psal | UyCyr | 134:18 | Бутларни ясиғанлар, униңға үмүт бағлиғанлар, Ахири өзлириниң бутлириға охшап қалар. | |
| Psal | UyCyr | 134:19 | Әй Исраил җамаити, Пәрвәрдигарға һәмдусана ейтиңлар, Әй Һарун җамаити, Пәрвәрдигарға һәмдусана ейтиңлар. | |
| Psal | UyCyr | 134:20 | Әй Лавий җамаити, Пәрвәрдигарға һәмдусана ейтиңлар, Һәмдусана ейтиңлар Пәрвәрдигарға ихласи барлар. | |
Chapter 135
| Psal | UyCyr | 135:1 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У шапаәтликтур, Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У һәммә «илаһлардин» үстүндур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
| Psal | UyCyr | 135:2 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У шапаәтликтур, Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У һәммә «илаһлардин» үстүндур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
| Psal | UyCyr | 135:3 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У барлиқ һөкүмдарлардин үстүндур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
| Psal | UyCyr | 135:4 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, Пәқәтла У улуқ мөҗүзиләр Егисидур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
| Psal | UyCyr | 135:5 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У даналиқта асманни яратқучидур Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
| Psal | UyCyr | 135:6 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У зиминни су үстигә орнатқучидур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
| Psal | UyCyr | 135:7 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У йоруқлуқ тарқатқучи җисимларни яратқучидур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
| Psal | UyCyr | 135:8 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У күндүзи парлайдиған қуяшни яратқучидур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
| Psal | UyCyr | 135:9 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У кечиси парлайдиған ай, юлтузни яратқучидур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
| Psal | UyCyr | 135:10 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, Мисирда тунҗа туғулғанларниң җенини алғучидур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
| Psal | UyCyr | 135:11 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У исраилларни Мисирдин қутқузуп чиққучидур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
| Psal | UyCyr | 135:12 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У уларни зор қудрити билән елип чиққучидур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
| Psal | UyCyr | 135:13 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У Қизил деңизниң сүйини иккигә бөлгүчидур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
| Psal | UyCyr | 135:14 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У деңизни йерип исраилларни униңдин елип чиққучидур. Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
| Psal | UyCyr | 135:15 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У Пиръәвн вә униң қошунлирини Қизил деңизға ғәриқ қилғучидур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
| Psal | UyCyr | 135:16 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У Өз қовумини чөл-баявандин йетәкләп өткүчидур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
| Psal | UyCyr | 135:17 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У чоң падишаларни йәр билән йәксән қилғучидур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
| Psal | UyCyr | 135:18 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У күчлүк падишаларни һалак қилғучидур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
| Psal | UyCyr | 135:19 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У аморларниң падишаси Сихонниң җенини алғучидур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
| Psal | UyCyr | 135:20 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У Башан падишаси Огниң җенини алғучидур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур, | |
| Psal | UyCyr | 135:21 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У уларниң зиминлирини Өз қовумиға мүлүк қилип бәргүчидур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
| Psal | UyCyr | 135:22 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У уларниң зиминлирини Өз қуллири исраилларға мүлүк қилип бәргүчидур Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
| Psal | UyCyr | 135:23 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У хар болған чеғимизда бизни әслигүчидур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
| Psal | UyCyr | 135:24 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У бизни дүшмәнлиримиздин қоғдиғучидур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
| Psal | UyCyr | 135:25 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтиңлар, У барлиқ җанлиқларға озуқ ата қилғучидур, Униң муһәббити өчмәс вә әбәдийдур. | |
Chapter 136
| Psal | UyCyr | 136:3 | Чүнки бизни сүргүн қилғанлар, Нахша тәләп қилатти биздин, Көңүллирини ечишқа. Җенимизни қийниғанлар күлүп туруп Дәтти бизгә: «Ейтип бәр Сионниң мунаҗәтлиридин». | |
| Psal | UyCyr | 136:6 | Әй Йерусалим, сени унтусам, Сени әң зор хошаллиғим дәп билмисәм, Чаплишип қалсун таңлийимға тилим. | |
| Psal | UyCyr | 136:7 | Әй Пәрвәрдигар, Идомлуқларниң зораванлиғи болсун ядиңда, Йерусалим қолдин кәткән күни улар Дейишкән еди: «Уни бузуңлар, чеқиңлар, Йәр билән йәксән қилиңлар». | |
| Psal | UyCyr | 136:8 | Әй бабиллиқ, вәйран болғучилар, Бәхитликтур бизгә қилған яманлиғиңларни Өзәңларға қайтурғучилар. | |
Chapter 137
| Psal | UyCyr | 137:2 | Муқәддәс ибадәтханаңға қарап сәҗдә қилимән Саңа, Садақитиң, муһәббитиң үчүн шүкүр ейтимән намиңға, Сөзүң билән намиңни қилдиң һәммидин әла. | |
| Psal | UyCyr | 137:6 | Бүйүклүктә болсиму Пәрвәрдигар, Кәмтарларға ғәмхорлуқ қилар, Тәкәббурлардин жирақ турар. | |
| Psal | UyCyr | 137:7 | Жүрсәмму гәр азапларда мән, Өзәң мени роһландурисән. Тосап Сән дүшмәнлирим ғәзивини, Қутқузисән оң қолуң билән мени. | |
Chapter 138
| Psal | UyCyr | 138:12 | Түн зулмити қараңғу көрүнмәс Саңа, Кечә гоя күндүздәк йоруп турар, Қараңғулуқ йоқтур Сән үчүн әсла. | |
| Psal | UyCyr | 138:14 | Шүкүр-рәхмәт ейтимән Саңа, Чүнки қалтис, аламәт яраттиң мени. Шунчә карамәт иҗадийәтлириң, Яхши билимән қәлбимдә буни. | |
| Psal | UyCyr | 138:15 | Мени йошурун яратқиниңда, Пүтүлгәндә анамниң қосиғиға, Саңа йочун әмәсти теним әсла. | |
| Psal | UyCyr | 138:16 | Көргән едиң һамилә чеғимда мени, Кәлмәй туруп һаятимниң тунҗа күни, Тәғдирим дәптириңгә йезилған еди. | |
| Psal | UyCyr | 138:17 | Шунчә қәдирликтур мән һәққидики ойлириң, әй Худа, Уларниң сани нәқәдәр көптур әсла. | |
| Psal | UyCyr | 138:18 | Санимақ болсам уларни қумдинму көптур һәтта, Әтигәндә ойғанғинимда мән һәққидә ойлайсән йәнила. | |
| Psal | UyCyr | 138:21 | Әй Пәрвәрдигар, Саңа өч болғанларға өч болмасмәнму? Саңа һуҗум қилғанлардин жиркәнмәсмәнму? | |
Chapter 139
| Psal | UyCyr | 139:2 | Әй Пәрвәрдигар, яманлардин қутқузғин мени, Зораванларниң зиянкәшлигидин сақлиғин мени. | |
| Psal | UyCyr | 139:4 | Зәһәрлик иланға охшайду уларниң тиллири, Илан зәһиригә толғандур уларниң ләвлири. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 139:5 | Әй Пәрвәрдигар, қутқуз мени яманларниң чаңгилидин, Путлиримни аман қилғин зораванларниң путлаштурушидин. | |
| Psal | UyCyr | 139:6 | Йошурун қилтақ қурди мән үчүн тәкәббурлар, Вә жип торини яйди улар, Йол бойиға қурди һәм қапқанлар. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 139:7 | Пәрвәрдигар «Сән мениң Егәмдурсән» дегән едим, Қулақ салғин илтиҗайимға, әй Илаһим. | |
| Psal | UyCyr | 139:8 | Әй Рәббим Пәрвәрдигар, қудрәтлик Ниҗаткаримсән, Җәңләрдә қалқан болуп бешимни қоғдиғансән. | |
| Psal | UyCyr | 139:9 | Әй Пәрвәрдигар, иҗавәт қилмиғайсән яманларниң үмүтини, Әмәлгә ашурмиғайсән уларниң һейлилирини, Болмиса улар чоң тутувалиду өзлирини. Селаһ | |
| Psal | UyCyr | 139:11 | Қип-қизил чоғлар чүшсун улар үстигә, Ташлаветилсун улар отлар ичигә, Қайтидин чиқалмиғудәк һаңниң тегигә. | |
Chapter 140
| Psal | UyCyr | 140:1 | Пәрвәрдигар мән налә қилдим Саңа, Кәлсикән дәп Сени тездин йенимға, Аңлисаңчу авазимни Саңа налә қилғинимда. | |
| Psal | UyCyr | 140:2 | Қобул қилғин исриқ кәби мениң дуайимни, Кәчтә қилған қурванлиқ кәби көтирилгән қоллиримни, | |
| Psal | UyCyr | 140:3 | Пәрвәрдигар, бир күзәтчи турғузғин ағзимға, Қаравулда турсун у ләвлирим дәрвазиси алдида. | |
| Psal | UyCyr | 140:4 | Рәзилликкә майил қилип мәйлимни, Яманлиқ қилишқа йол қойма мени. Явузларға шерик қилма көңлүмни, Йегүзмигин һәм уларниң немәтлирини. | |
| Psal | UyCyr | 140:5 | Мени урса һәққаний, у бәргәндәк болар маңа меһрини, Тәнқитлири билинәр бешимға есил майни қуйғандәк, Түзитишини рәт қилип чайқимаймән бешимни, Болсамму гәр қийинчилиқта тохтатмасмән йәнила дуайимни. | |
| Psal | UyCyr | 140:6 | Худди қезилип чиққан ташлардәк соқа йәрни ағдурғанда, Устиханлири чечилип ятар гөр алдида. Ташлаветилсә ярлардин уларниң һакимлири, Һәқиқәт болғач сөзүм қалғанлар чүшинәр уни. | |
| Psal | UyCyr | 140:7 | Худди қезилип чиққан ташлардәк соқа йәрни ағдурғанда, Устиханлири чечилип ятар гөр алдида. Ташлаветилсә ярлардин уларниң һакимлири, Һәқиқәт болғач сөзүм қалғанлар чүшинәр уни. | |
| Psal | UyCyr | 140:8 | Лекин Егәм Пәрвәрдигар тәлмүрүп қараймән Саңа, Сәндин пана издәймән, мени панасиз қалдурма. | |
Chapter 141
| Psal | UyCyr | 141:1 | Аңлисун дәп Пәрвәрдигар, бар авазимда налә-пәрият қилимән, Пәрвәрдигардин рәһим тиләп үнлүк авазда йелинимән. | |
| Psal | UyCyr | 141:3 | Дүшмәнлирим йоллиримға қилтақ қурған болсиму, Роһум мениң буруқтум болуп түгишәй десиму, Өзәң һалимдин хәвәр алисән шундақтиму. | |
| Psal | UyCyr | 141:4 | Пәрвәрдигар қарап баққин оң йенимға, Маңа көңүл бөлгүчи йоқтур әтрапимда, Пана болуп һечким көйүнмәс маңа. | |
| Psal | UyCyr | 141:5 | Әй Илаһим, пәрият чекип Саңа дедим: «Сән мениң башпанайимсән, Паний аләм қучиғида несивәмсән». | |
| Psal | UyCyr | 141:6 | Әй Егәм пәриядимға қулақ салғин, Әһвалим бәк начар-мүшкүлдур. Қутқуз мени уларниң қоғлишидин, Чүнки улар мәндин күчлүктур. | |
Chapter 142
| Psal | UyCyr | 142:1 | Қулақ салғин Пәрвәрдигар дуайимға, Муһтаҗ болуп Саңа қилған илтиҗайимға. Һәққанийсән Пәрвәрдигар садақитиңдә, Җавап бәргин мениң қилған муң-заримға. | |
| Psal | UyCyr | 142:3 | Һаятимни дәпсәндә қилип дүшмәнлирим, Зиянкәшлик қилмақта бу җенимға. Өлүкләр макани қәбирстандәк, Мәҗбурлар мени зулмәт-қараңғулуққа. | |
| Psal | UyCyr | 142:5 | Әсләймән бурун өткән күнлиримни, Сеғинимән көрсәткән мөҗүзилириңни, Яд етимән Сениң қилған әҗирлириңни. | |
| Psal | UyCyr | 142:7 | Маңа тездин җававиңни бәргинә Пәрвәрдигар, Болмиса үмүтлирим бәрбат болуп һалим кетәр, Өтүнәй дидариңни йошурмиғин мәндин зинһар. Болмиса теним мениң гөрдә болар. | |
| Psal | UyCyr | 142:8 | Мәңгүлүк муһәббитиңни аңлиғум бар таң сәһәрдә, Чүнки мән пәқәт Саңа таянғанмән. Меңишим зөрүр болған йолни Өзәң билдүр маңа, Чүнки мән вуҗудумдин пәқәт Саңа тәлмүргәнмән. | |
| Psal | UyCyr | 142:9 | Қутулдур мени Пәрвәрдигар дүшмәнлиримниң илкидин, Башпана издәп кәлдим йениңға, орун бәргин қойнуңдин. | |
| Psal | UyCyr | 142:10 | Үгәт маңа ирадәңгә әмәл қилип яшашни, Чүнки Сән мениң Худайимдурсән, Адашмай, йетәклисун алийҗанап Роһуң мени. | |
| Psal | UyCyr | 142:11 | Пәрвәрдигар шөһритиң үчүн болсиму қутқуз мени, Һәққанийсән әй Егәм, палакәттин азат қилғин җенимни. | |
Chapter 143
| Psal | UyCyr | 143:1 | Һәмдусана ейтилсун қорам тешим болған Худаға, Маһир қилар У мениң қоллиримни җәң қилишқа. | |
| Psal | UyCyr | 143:2 | Маңа садиқ мәдәткар, қорғинимдур У мениң, Ниҗаткарим, мустәһкәм қорғиним У мениң. Қалқинимдур У мениң, пана тапармән Униңда, Бойсундурар У дайим хәлиқләрни қол астимға. | |
| Psal | UyCyr | 143:3 | Әй Пәрвәрдигар, инсан немиди Сән униңға нәзәр салғудәк, Адәм балиси немиди Сән униңға көңүл бөлгүдәк? | |
| Psal | UyCyr | 143:6 | Чақмақларни чақтуруп қоғлиғайсән дүшминиңни, Тарқатқайсән уларни етип туруп оқлириңни. | |
| Psal | UyCyr | 143:7 | Узитип қолуңни Сән көк бағридин, Тартивалғин мени Худа қайнам дәрия-сулардин, Қутқузғин һәм мени ятлар чаңгилидин. | |
| Psal | UyCyr | 143:10 | Сән исраилниң падишалириға ғалибә ата қилғучисән, Бәндәң Давутни әҗәллик қилич астидин қутқузғучисән. | |
| Psal | UyCyr | 143:11 | Ятларниң қолидин қутқузуп азат қил мени, Улар дайим сөзләр ялған сөзләрни, Берәр сахта, ялған қәсәмләрни. | |
| Psal | UyCyr | 143:12 | Оғуллиримиз охшиғай яхши өскән көчәтләргә, Қизлиримиз орда түврүклиридики нәпис нәқишләргә. | |
| Psal | UyCyr | 143:14 | Көп болғай өкүзлиримизниң жүклири, Әсиргә чүшмигәй хәлқимиздин һечбири. Бузуп өтәлмигәй һечким сепиллиримизни, Аңланмиғай кочилардин зарлиниш авазлири. | |
Chapter 144
| Psal | UyCyr | 144:3 | Худа улуқ, һәссиләп мәдһийиләшкә лайиқтур, Улуқлуғини билишкә һечким қадир әмәстур. | |
| Psal | UyCyr | 144:6 | Дастан болуп таралған чоң ишлириң тилларда, Мәнму баян әйләймән улуқлуғиңни дайима. | |
| Psal | UyCyr | 144:7 | Улар әсләп, сөзлишәр шәпқитиңни бәс-бәстә, Адалитиңни күйлишәр нахша ейтип һәвәстә. | |
| Psal | UyCyr | 144:11 | Улуғвар һөкүмранлиғиң һәққидә улар сөзләр, Бүйүк қудритиңни һәммә инсанға баян әйләр. | |
| Psal | UyCyr | 144:12 | Җаһан әһлини улуқ ишлириң билән улар хәвәрдар қилар, Падишалиғиңниң шәрәплик сәлтәнитини мәлум қилар. | |
| Psal | UyCyr | 144:13 | Падишалиғиң мәңгүлүк падишалиқтур, Һөкүмранлиғиң әвлаттин-әвлатқичидур, Пәрвәрдигар вәдисигә садиқтур, У һәммигә һәр дайим вападардур. | |
| Psal | UyCyr | 144:18 | Пәрвәрдигар Өзигә дуа қилғанларниң йенидидур, Уни чин дилидин сеғинғанларға йеқиндур. | |
Chapter 145
| Psal | UyCyr | 145:5 | Бәхитликтур Яқупни таллиған Худани мәдәткарим дәп билгәнләр, Үмүтини Егиси Пәрвәрдигарға бағлиған адәмләр. | |
| Psal | UyCyr | 145:6 | Яратқандур Пәрвәрдигар асман вә зиминни, Деңизни вә униңдики һәммә мәвҗудатларни, У мәңгү унтумас қилған вәдисини. | |
| Psal | UyCyr | 145:7 | Йәткүзәр езилгәнләрни адиллиққа, Рисқ берәр ач қалғанларға, Азатлиқ ата қилар мәһбусларға. | |
| Psal | UyCyr | 145:8 | Ачар Пәрвәрдигар қарғуларниң көзини, Руслар егилгәнләрниң қәддини. Сөйәр тоғра йолда маңғанларни. | |
| Psal | UyCyr | 145:9 | Қоғдар Пәрвәрдигар мусапирларни, Қоллар тул хотун, житим-йесирларни. Лекин тосар яманларниң йолини. | |
Chapter 146
| Psal | UyCyr | 146:1 | Һәмдусана ейтиңлар Пәрвәрдигарға, Егимизни күйлимәк бәхиттур бизгә, Хошаллиқтур мәдһийә оқуш Худаға, Һәмдусаналар лайиқтур Униң шәнигә. | |
| Psal | UyCyr | 146:7 | Пәрвәрдигарға шүкүр ейтип қошақ қетиңлар, Қошақларни саз лирада тәңкәш қилип ейтиңлар. | |
| Psal | UyCyr | 146:8 | У асманни булутларға толтуруп, Көктин йәргә ямғурини яғдуруп, Тағ-далани от-чөпләргә толтурар. | |
Chapter 147
| Psal | UyCyr | 147:2 | Чүнки Пәрвәрдигар дәрваза тақақлириңни мәккәм қилар, Сепил ичидики пәрзәнтлириңгә бәхит ата қилар. | |
| Psal | UyCyr | 147:3 | У чегарилириңғичә теч-аманлиқ елип келәр, У силәрни буғдайниң есили билән тәминләр. | |
| Psal | UyCyr | 147:5 | Пәрвәрдигар ақ жуңдәк аппақ қарни яғдурар, Нәпис қируни пүткүл зиминға күлдәк чачар. | |
| Psal | UyCyr | 147:8 | У Өзиниң сөзини йәткүзәр Яқупниң нәслигә, Пәрман һәм пәризлирини аян қилар исраил хәлқигә. | |
Chapter 148
| Psal | UyCyr | 148:1 | Пәрвәрдигарға һәмдусана ейтиңлар! Мәдһийиләңлар асмандикиләр Худани, Мәдһийиләңлар асман-пәләктә Уни. | |
| Psal | UyCyr | 148:3 | Ай вә қуяш, җими парлақ юлтузлар, Асман вә көктики әй сулар, Мәдһийиләңлар Пәрвәрдигарни һәммиңлар. | |
| Psal | UyCyr | 148:4 | Ай вә қуяш, җими парлақ юлтузлар, Асман вә көктики әй сулар, Мәдһийиләңлар Пәрвәрдигарни һәммиңлар. | |
| Psal | UyCyr | 148:7 | Мәдһийиләңлар Пәрвәрдигарни йәр йүзидики җанлиқлар, Әй чоңқур деңиз вә униңдики мәхлуқлар. | |
| Psal | UyCyr | 148:8 | Мәдһийиләңлар Худани қар вә мөлдүр, чақмақ билән туманлар, Униң әмирлиригә бойсунған әй күчлүк боранлар. | |
| Psal | UyCyr | 148:10 | Мәдһийиләңлар Худани әй явайи һайванлар вә барлиқ чарвилар, Әй йәр беғирлиғучи җанлиқлар вә һәммә учар қанатлар. | |
| Psal | UyCyr | 148:11 | Мәдһийиләңлар Уни әй җаһан шаһлири вә барчә хәлиқләр, Мәдһийиләңлар Уни әй барчә һөкүмранлар вә шаһзадиләр. | |
| Psal | UyCyr | 148:12 | Мәдһийиләңлар Уни жигитләр шундақла қизлар, Мәдһийиләңлар Уни әй йеши чоңлар һәм яшлар. | |
| Psal | UyCyr | 148:13 | Мәдһийилисун улар Пәрвәрдигарниң намини, Чүнки бүйүктур һәммидин Униң нам-шөһрити, Асман-зиминдин йүксәктур һәм шан-шәриви. | |
Chapter 149
| Psal | UyCyr | 149:1 | Ейтиңлар Пәрвәрдигарға һәмдусана, Ейтиңлар Пәрвәрдигарға атап йеңи бир нахша, Мәдһийиләңлар Уни садақәтмәнләр арисида. | |
| Psal | UyCyr | 149:2 | Хошал болсун исраиллар Яратқучисидин, Шатлансун Сионниң пәрзәнтлири падишаси Худадин. | |
| Psal | UyCyr | 149:5 | Шатлансун бу шөһрәттин садиқ болғанлар Худаға, Ейтсун нахша хошаллиқтин орунлирида ятқанда. | |
| Psal | UyCyr | 149:6 | Чүшәрмәс улар еғизлиридин улуқлашни Худани, Чүшәрмәс улар қоллиридин қош бислиқ қиличлирини. | |
Chapter 150
| Psal | UyCyr | 150:1 | Ейтиңлар Пәрвәрдигарға һәмдусана, Мәдһийиләңлар Худани муқәддәс җайида, Қудрити аян болған асманларда. | |
| Psal | UyCyr | 150:4 | Мәдһийиләңлар Уни дап челип, чүшүп уссулға, Мәдһийиләңлар Уни тәңкәш қилип нәй вә тарлиқ сазға. | |
| Psal | UyCyr | 150:5 | Мәдһийиләңлар Уни җаллиларниң яңрақ садасида, Мәдһийиләңлар Уни җаллиларниң җараңлиқ авазида. Мәдһийилигәй Пәрвәрдигарни җимики тиниғи барлар, Пәрвәрдигарға һәмдусана ейтиңлар! | |